«Хабақуқ»

1

     1 Бу Хабақуқ пәйғәмбәргә кәлгән аяндур.

Хабақуқниң налә қилиши

      2 Әй Пәрвәрдигар, қачанғичә налә қилсам, қулақ саларсән?

«Зораванлиқ болуватиду!» дәп чақирсамму қутқузмамсән?

     3 Немә үчүн мени шунчивала наһәқчиликни көрүшкә зорлайсән?

Немә үчүн яманлиқни көрүп туруп пәрва қилмайсән?

Қаяққа қарисам көргиним вәйранчилиқ вә зораванлиқ,

Һәммә йәрдә җедәл-маҗра, уруш-талаш.

     4 Нәтиҗидә қанун күчини йоқатқан,

Адаләтму һәргиз оттуриға чиқалмиған.

Яманлар һәққанийларни қоршавалған,

Адаләт бурмиланған.

Пәрвәрдигарниң җавави

     5 Ят әлләргә қарап беқиңлар!

Көргәнлириңлардин һәйран қалисиләр.

Мән силәрниң бу заманиңларда бир иш қилмақчимәнки,

Силәр аңлапму ишәнмәйсиләр.

      6 Мана, Мән рәһимсиз вә қизиқ қан Бабил хәлқини күчәйтмәкчимән.

Улар җаһанға жүрүш қилип, башқиларниң маканлирини егиләвалиду.

     7 Улар қорқунучлуқ, вәһший хәлиқтур.

Улар интайин һакавур болуп, өз алдиға һөкүм чиқиришиду.

     8 Уларниң атлири илпиздин чаққан,

Гугумдики ач бөридин һошиярдур.

Уларниң атлиқлири жирақтин чепишип келип,

Олҗини чаңгилиға елиш үчүн худди бүркүттәк тез чүшиду.

     9 Уларниң һәммиси зораванлиқ қилиш үчүнла келиду.

Қошунлар худди қумлуқтики борандәк бастуруп келип,

Қумдәк һесапсиз кишиләрни әсир алиду.

     10 Улар падишаларни мәсқирә қилип,

Һөкүмдарларни заңлиқ қилиду.

Улар шәһәр сепиллирини көрүп күлүшүп кетиду,

Улар топа догиси ясап, сепилға чиқип,

Шәһәрләрни бесивалиду.

     11 Улар шиддәтлик борандәк тез келип, тез өтүп кетиду,

Улар өз күчини «илаһ» дәп билгән гунакарлардур.

Хабақуқниң йәнә налә қилиши

     12 Әй Пәрвәрдигар, муқәддәс Худайим, Сән әзәлдин бар Худасән!

Шундақ екән биз йоқалмаймиз.

Әй Пәрвәрдигар, Сән үстимиздин һөкүмүңни жүргүзүшкә бабиллиқларни тайинлидиң.

Әй Худа, Сән мустәһкәм қорам таштурсән, Сән бабиллиқларни бизни җазалашқа тиклидиң.

     13 Лекин көзлириң шунчә пакки, яманлиққа қарап туралмайсән,

Сән яманлиққа чидап туралмайсән.

Шундақ екән, Сән немә үчүн бу һелигәрләргә чидап турисән?

Яманлар өзлиридин һәққанийирақ адәмләрни жутуватса,

Немишкә җим турисән?

     14 Сән хәлиқләрни деңиздики белиқлардәк қилип қойдуң,

Башламчиси йоқ деңиз мәхлуқлиридәк қилип қойдуң.

     15 Бабиллиқлар қармақ билән уларниң һәммисини тутиду,

Уларни тор ташлап сүзүвалиду,

Яйма тор ташлап жиғивалиду,

Улар хошаллиғидин шатлиниду.

     16 Шундақ қилип, улар өз ториға чоқунуп, униңға қурванлиқ қилиду.

Яйма ториға хуш пурақлиқ исриқ көйдүриду.

Чүнки улар бу торлири билән һашамәтлик яшайду,

Уларниң таамлири наһайити молдур.

     17 Улар қачанғичә тохтимастин торини ташлап,

Хәлиқләрни давамлиқ рәһимсизләрчә қирғин қилиду?

2

     1 Мән күзитиш мунарида туруп күзәтчилик қилимән,

Сепилда туруп қаравуллуқ қилимән.

Пәрвәрдигарниң маңа немә дәп җавап беришини күтүп қарап туримән,

Шундила Униңға қилған шикайәтлирим тоғрисида қандақ җавап беришни биләләймән.

Пәрвәрдигарниң иккинчи қетимлиқ җавави

     2 Пәрвәрдигар маңа җавап берип мундақ деди:

«Саңа аян қилған сөзлиримни йезивал!

Уни таш тахтиға ениқ қилип язғин!

Хәвәрчи жүгрәп кетиветип, уни асан ейтип, җакалалайдиған болсун!

     3 Чүнки бу аян бәлгүләнгән вақитта әмәлгә ашиду,

Униң әмәлгә ешиш вақти тезла келидуки, һәргиз ялған болуп чиқмайду.

Гәрчә аста келиватқандәк билинсиму, сәвир қилип күткин.

У җәзмән әмәлгә ашидуки, һәргиз кечиктүрүлмәйду.

     4 Сөзлирим шуки:

Өзини чоң тутқан адәмниң қәлби яманлишип кәткән болиду*.

Лекин һәққанийлар Худаға болған садақәтмәнлиги билән яшайду.

     5 Шарап* Бабилға хаинлиқ қилиду.

У һакавурлуғидин һечқачан җим туралмайду.

У худди җәсәткә тоймас гөргә,

Яки өлүкләр маканиға охшаш ачкөздур,

У әлләрниң һәммисини жиғип,

Барлиқ хәлиқләрни әсиргә алиду.

     6 Лекин бу әлләр бабиллиқларни мәсқирә вә тәнә гәпләр билән мазақ қилип, мундақ дәйду:

‹Һалиңларға вай, әй мал-дуния оғрилап, догилиғанлар!

Алдамчилиқ билән бейиғанлар!

Бу қилмишиңлар қачанғичә давамлишар?›

     7 Қәриздарлар тосаттинла қозғалмасму?

Уларниң қозғилиши силәрни шүркәндүрмәсму?

У чағда силәр уларниң олҗиси болисиләр.

     8 Чүнки силәр нурғун әлләрни талан-тараҗ қилдиңлар,

Шуңа уларниң һаят қалғанлири әнди силәрниму талан-тараҗ қилиду.

Чүнки силәр кишиләрниң қенини төкүп,

Уларниң зимин вә шәһәрлирини пухралири билән қошуп һалак қилдиңлар.

     9 Һалиңларға вай, әй наһәқ йол билән пул тепип, өйини мал-дунияға толтурғанлар!

Зиян-зәхмәттин сақлиниш үчүн угисини егиз йәргә қурғанлар!

     10 Өз сүйиқәстлириңлар өз намиңларға дағ чүшириду,

Силәр нурғун хәлиқләрни йоқатқанлиғиңлар үчүн,

Өзәңларға һалакәт елип келисиләр.

     11 Өйүңларниң темидики ташлар силәргә қарши вақиришар,

Торустики яғач лимларму силәргә әкси сада қайтурар.

     12 Һалиңларға вай, әй қан төкүш төләмигә шәһәр қурғанлар,

Яманлиқ билән шәһәр бәрпа қилғанлар!

     13 Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар инсанларниң байлиғиниң отқа отун болидиғанлиғини,

Әлләрниң бекар әмгәк қилип һалидин кетидиғанлиғини ирадә қилған әмәсму?

     14 Худди сулар деңизни толтурғандәк,

Пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарниң улуқлуғини билиш билән толтурулиду.

     15 Һалиңларға вай, әй хошна әлләргә һарақ ичкүзгәнләр!

Силәр уларниң ялиңач һалитини көрүш үчүн уларға тулумлап һарақ ичкүзисиләр.

     16 Силәр шан-шәрәпкә еришмәстин, бәлки шәрмәндиликтә қалисиләр.

Ичиш! Сәнләрниң хәтнисизлигиңлар ашкарилансун!

Пәрвәрдигарниң оң қолидики азапқа толған қәдәһтики шарапни ичиш новити сәнләргә кәлди.

Шан-шәривиңлар шәрмәндиликкә айлиниду.

     17 Силәр Ливан орманлиқлирини кесип ташлиған болсаңлар,

Әнди өзәңларму шундақ кесип ташлинисиләр!

Һайванларни қийниған болсаңлар,

Әнди силәрму вәһимигә чүшисиләр!

Чүнки силәр кишиләрниң қенини төкүп,

Зимин вә шәһәрлирини пухралири билән қошуп һалак қилдиңлар.

     18 Бутниң қолидин немә иш кәлсун?

Уни адәм оюп чиққанғу!

Ялғанчилиққа ишәндүридиған қуйма бутларниңму немә пайдиси бар?

Өзи ясавалған, гәп қилалмайдиған бутқа ибадәт қилиш немә дегән ахмақлиқ-һә!

     19 Яғачқа: ‹Ойған!› Җансиз ташқа: ‹Тур!› дегүчиләрниң һалиға вай!

Бу бутлар силәргә йол көрситәләмду?

Қарап беқиңларчу, гәрчә униң сирти алтун-күмүч болсиму,

У бир җансиз нәрсиғу!

     20 Пәрвәрдигар болса Өзиниң муқәддәс ибадәтханисидидур,

Пүткүл җаһан Униң алдида шүк болсун».


*2:4 1. Бу җүмлә ибраний тилида: “өзини чоң тутқан адәм һалак болиду” дегән мәнидә болушиму мумкин.

*2:5 2. Һарақ – ибраний тилида “байлиқ” дегән мәнидиму болуши мумкин.


3

Хабақуқ пәйғәмбәрниң дуаси

     1 Хабақуқ пәйғәмбәрниң дуаси: («Шигйонот*» бойичә ейтилған)

     2 Әй Пәрвәрдигар, Сениң шөһритиңни аңлидим,

Әйминәрмән улуғвар ишлириңдин, әй Пәрвәрдигар.

Заманимизда шу ишларни қайта қилғайсән,

Шу улуғвар ишлириңни қайта көрсәткәйсән,

Ғәзәпләнгәндиму рәһимдиллигиңни есиңдин чиқармиғайсән.

     3 Көрдүмки, кәлгәнлигини Худаниң Теман зиминидин,

Көрдүмки, чүшкәнлигини муқәддәс Худаниң Паран теғидин.

Селаһ*

Униң улуқлуғи көкни қаплиди,

Толди пүткүл йәр-зимин Униңға ейтилған һәмдусаналарға.

     4 Униң нури худди таң нуридәк парлақ,

Қудрәт йошурунған қолидин чеқилар чақмақ.

     5 Қорқунучлуқ кесәлләр жүрәр Униң алдида,

Вә һәм келәр ваба Униң арқисида.

     6 Тохтиғанда У силкинәр җаһан,

Нәзәр салғинида титиришәр хәлиқ һаман.

Болсиму қедимий тағлар кукум-талқан,

Түзлинип кәтсиму әбәдий даван,

Өзгәрмәс Униң қилғанлири һаман.

     7 Көрдүмки чедирлардики ғәмгә патқан Кушан қәбилисини,

Көрдүмки чедирлардики вәһимидин титиригән Мидян хәлқини.

     8 Әй Пәрвәрдигар, аччиқланғанмидиң дәрияларға?

Ғәзәпләнгәнмидиң еқинларға?

Атлириңни минип, ғалибилик җәң һарвулириңни һайдиғиниңда,

Ташқанмиди қәһриң деңизларға?

     9 Турар оқ-яриң җәңгә тәйяр,

Турар оқданда лиқ оқлар. Селаһ

Айридиң ташқин билән йәр йүзини,

     10 Тәврәнди тағлар көргәндә Сени.

Кәлкүн келип, сулар өркәшләп,

Йәтти пәләккә шавқунлири.

     11 Чақнишида учуватқан оқлириңниң,

Ялтиришида пақирақ нәйзәңниң,

Тохтап қалди күн билән ай асманда.

     12 Зиминға ташлидиң қәдәм ғәзивиңдә,

Езип ташлидиң әлләрни қәһриңдә.

     13 Яқ! Бәлки кәлдиң Өз хәлқиңни қутқузушқа,

Таллиғиниңға ниҗатлиқ беришкә.

Сән яманларниң йол башламчисини урдуң,

Вәйран қилдиң пүтүнләй униң әгәшкүчилирини. Селаһ

    14 Йоқаттиң өз қурали билән дүшмәнниң йолбашчисини.

Борандәк атланған еди тарқитиветишкә улар бизни,

Көрәңлигән бизни асан қолға келидиған олҗа дәп.

    15 Атлириң билән чәйләп, чайқидиң деңизни,

Ташқинлаттиң деңиздики улуқ суларни.

    16 Аңлап буларни шүркүнди теним.

Шавқундин һәм титириди левим.

Қорқунучтин бошап кәтти сүйәклирим,

Ғал-ғал титирәп, сәнтүрүлүп туралмай қалдим.

Күтәрмән шундиму сәвирчанлиқ билән,

Бизгә һуҗум қилғучиларға балаю-апәт келидиған күнгичә.

     17 Мәйли мевә бәрмисун әнҗир дәриғи,

Яки йоқ болсун ғолларда үзүм,

Мәйли мевә бәрмисун зәйтун дәриғи,

Яки бәрмисун етизлар һосул,

Мәйли йоқилип кәтсун қорадики қойлар,

Вә яки йоқилип кәтсун еғилдики калилар,

     18 Шатлинармән йәнила Пәрвәрдигардин,

Хошаллиқ тапармән Ниҗаткарим Худадин.

     19 Күч-қувитимдур мениң Егәм Пәрвәрдигар.

Путлиримни қилар У кейикниңкидәк,

Маңалармән шунда мән егиз тағларда.

(Тарлиқ сазлар тәңкишидә ейтилсун дәп, нәғмичиләр бешиға тапшурулған).


*3:1 3. Шигйонот – “шигйонот”ниң мәниси намәлум болуп, у мәлум мелодийәниң яки мәлум музикилиқ көрсәтмә болуши мумкин.

*3:3 4. Селаһ – бу сөз музика илмидики бир аталғу болуши мумкин. “зәбур” 3-мунаҗат 2-айәткә қаралсун.