Хабақуқ

(Қисқичә чүшәндүрүш)

     «Хабақуқ» миладидин бурунқи 7-әсирниң ахирида Бабил һөкүмранлиғи дәвридә йезилған. «Хабақуқниң» биринчи вә иккинчи баплирида Худа билән Хабақуқ пәйғәмбәр оттурисидики сөһбәт баян қилинған. У чағларда Йәһудийәдә қанунсизлиқ вә наһәқчилик овҗ алған еди, шуңа Хабақуқ пәйғәмбәр адаләтсизлик вә җинайәткә толған Йәһудийә үстидин Худаға шикайәт қилған. Шу чағда Худа Хабақуқ пәйғәмбәргә Йәһуда хәлқини бабиллиқлар арқилиқ җазалайдиғанлиғини ейтқан. Худаниң униңға бәргән бу җавави Хабақуқ пәйғәмбәрни қаттиқ һәйран қалдурған. Чүнки Йәһуда хәлқидин нәччә һәссә артуқ гунакар болған бабиллиқларни Худаниң Йәһудийә хәлқини җазалаш васитиси қилишини Хабақуқ пәйғәмбәр һеч чүшинәлмигән вә бундақ қилишни у адаләтсизлик, дәп һис қилған. Һалбуки, Яратқучи Худа Хабақуқ пәйғәмбәргә Өзиниң бабиллиқларниң һакавурлуғиға ғәзәплинидиғанлиғини, шундақла уларниму ахири җазалайдиғанлиғини ейтқан. Хабақуқ пәйғәмбәр Худаниң Өз хәлқигә азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ берәләйдиған күч-қудрәт беридиғанлиғиға вә уларни қутқузидиғанлиғиға ишәнгән.

      Ахирқи бапта, Хабақуқ пәйғәмбәрниң дуалири, Пәрвәрдигарниң қудрити вә улуқлуғиға ейтқан һәмдусаналири баян қилинған.

Тезис:

1. Хабақуқ пәйғәмбәрниң шикайити вә Пәрвәрдигарниң җавави (1-бап 1-айәттин 2-бап 1-айәткичә)

2. Яманларға келидиған җаза (2-бап 2-айәттин 20-айәткичә)

3. Хабақуқ пәйғәмбәрниң дуаси (3-бап)