«Һагай»

1

Ибадәтханиниң қайтидин қурулуши

      1 Дариос падиша һакимийәт жүргүзгән 2-жили 6-айниң 1-күни* Пәрвәрдигардин Һагай пәйғәмбәр арқилиқ Шиалтелниң оғли — Йәһудийәниң башлиғи Зируббабәлгә вә Йозадақниң оғли баш роһаний Йешуваға сөз кәлди.

      2 Қудрәт Егиси Пәрвәрдигар шундақ дәйдуки: «Бу хәлиқ Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қайтидин қурушниң вақит-саати техи йетип кәлмиди, дәп жүриду».

      3 Пәрвәрдигардин Һагай пәйғәмбәр арқилиқ йәнә бир сөз кәлди: «Һазир ибадәтханам харабиликтә туруватса, силәрниң һашамәтлик өйләрдә олтиридиған вақтиңларму? Силәр қиливатқан ишиңларни ойлап беқиңлар! Силәр көп териған болсаңларму, бирақ алған һосулуңлар аз болди. Силәр ғизалинисиләр, лекин пәқәт тоймайсиләр. Су ичисиләр, лекин йәнила уссап турисиләр. Кийим кийисиләр, лекин пәқәт иссимайсиләр. Силәрниң иш һәққиңлар худди төшүк пул халтиға салған пулдәк йоқап кетиду.

      7-8 Силәр бешиңларға кәлгән бу ишларниң сәвәвини ойлап беқиңлар! Әнди силәр таққа чиқип, яғач кесип келип, ибадәтханамни қайтидин қуруп чиқиңлар. Шуниңдила Мән хурсән болимән һәм шан-шәрәп тапимән. Бу Мән Пәрвәрдигарниң сөзлиридур! Силәр мол һосул елишни үмүт қилған едиңлар, бирақ һосул аз чиқти. Һосулни өйгә елип кәлгиниңларда, Мән йәнә бәрикитини учурувәттим. Немә үчүн? Мән қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәймәнки: Чүнки силәр өз өйүңларни ясаш биләнла болуп кетип, Мениң ибадәтханам техичә харабиликтә туруватиду. 10-11 Шу сәвәптин, ямғур яғмай, қурғақчилиқ болуп йериңлар һосул бәрмиди. Мән етиз вә идирлиқлириңларда қурғақчилиқ апити болушқа әмир қилдим. Шуниң билән зираәтлириңларға, шарап вә зәйтун йеғиңларға вә йәрдин чиқидиған барлиқ өсүмлүкләргә, шундақла адәм һәм мал-варанлириңларғиму зиян йәтти. Әмгигиңларму бекарға кәтти».

Худадин кәлгән сөзгә әмәл қилиш

      12 Бу вақитта Шиалтелниң оғли Зируббабәл, Йозадақниң оғли баш роһаний Йешува вә сүргүндин қайтип кәлгән барлиқ хәлиқ, Пәрвәрдигар, йәни улар өзлири етиқат қилип кәлгән Худадин кәлгән бу сөзгә әмәл қилди. Улар Пәрвәрдигарниң Һагай пәйғәмбәр арқилиқ қилған сөзини аңлиғанда, Пәрвәрдигардин қорқушқа башлиди. 13 Пәрвәрдигарниң хәвәрчиси Һагай пәйғәмбәр хәлиққә йәнә бу сөзни йәткүзүп мундақ деди: «Пәрвәрдигар шундақ дәйду: ‹Мән силәргә яр болимән!›»

      14 Шуниң билән Пәрвәрдигар Шиалтелниң оғли — Йәһудийәниң башлиғи Зируббабәл, Йозадақниң оғли баш роһаний Йешува вә барлиқ хәлиқниң роһини орғутти. Улар өзлири етиқат қилип кәлгән Худа — қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қайтидин қуруп чиқишни башлавәтти. 15 Бу вақиә Дариос падиша һакимийәт жүргүзгән 2-жили 6-айниң 24-күни* болди.


* 1. Һазирқи заман календари бойичә миладийәдин илгирики 520- жили 8-айниң 29-күнигә тоғра келиду.

* 2. Һазирқи заман календари бойичә миладийәдин илгирики 520-жили 9-айниң 21-күнигә тоғра келиду.


2

Йеңи ибадәтханиниң кәлгүси шан-шәриви

     1 Шу жили 7-айниң 1-күни* Пәрвәрдигардин Һагай пәйғәмбәргә йәнә сөз кәлди: «Шиъалтелниң оғли — Йәһудийәниң башлиғи Зируббабәлгә, Йозадақниң оғли баш роһаний Йешува вә сүргүндин қайтип кәлгән барлиқ хәлиққә бу сөзүмни йәткүзгин: ‹Бу ибадәтханиниң бурунқи һашамәтлик көрүнүши кимниң есидә бар? Һазир силәр қарап беқиңлар! Бу ибадәтханиниң сияқи қандақ болуп қалған? Униң илгирики һалитидин қилчә из қалмиғанғу?

Пәрвәрдигар йәнә шундақ дәйдуки: Әй Зируббабәл, җасарәтлик бол! Әй Йозадақниң оғли баш роһаний Йешува, җасарәтлик бол! Шу йәрдики барлиқ хәлиқ, силәрму җасарәтлик болуңлар! Һазирла ишқа киришиңлар. Мәнки, қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар силәргә яр болимән, бу Мениң вәдәм! Силәрниң әҗдатлириңлар Мисирдин чиққанда, Мән һәрқачан уларға яр болушқа вәдә бәргән. Һазирму Мениң Роһум силәргә ярдур, қорқмаңлар!

Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәйдуки: Мән аз вақиттин кейин йәнә асман-зимин, деңиз-океан вә қуруқлуқни зил-зилигә кәлтүримән. Мән пүткүл әлләрни зил-зилигә кәлтүримән, уларниң мал-дунияси бу ибадәтханиға елип келиниду. Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар йәнә шундақ дәйдуки: Бу мал-дуния билән ибадәтханини шан-шәрәпкә толтуримән. Күмүч Мениңкидур, алтунму Мениңкидур, бу ибадәтханиниң кәлгүси бурунқидинму парлақ болиду. Мән бу йәрдә уларға теч-аманлиқни ата қилимән! Бу Мениң сөзлиримдур!›»

Бәхит-саадәт Худаға бойсунуштин келиду

10 Дариос падиша һакимийәт жүргүзгән 2-жили 9-айниң 24-күни* Пәрвәрдигардин Һагай пәйғәмбәргә сөз кәлди:

11 Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәйдуки: «Сән роһанийлардин Тәврат қанунлири тоғрисида мундақ соал сориғин: 12 Әгәр бирси муқәддәс қурванлиқ гөштин бир парчини пешигә орап елип кетиватқанда, униң пеши нанға, таамға, шарапқа, зәйтун йеғиға яки һәрқандақ бир йемәкликкә тегип кәтсә, бу йемәкликләрму муқәддәс боламду?»

Һагай пәйғәмбәр роһанийлардин җававини сориған еди, улар «яқ» дәп җавап беришти.

13 Һагай пәйғәмбәр йәнә роһанийлардин:

— Әгәр җәсәтни тутуш билән напак болуп қалған бирси, бундақ йемәкликләрниң бирәригә тегип кәтсә, у бу йемәкликләрни напак қилған боламду? — дәп сориди.

Роһанийлар:

— Һә-ә, напак болиду, — дәп җавап беришти.

14 Һагай пәйғәмбәр сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди:

— Пәрвәрдигар дәйдуки: «Мениң нәзиримдә бу хәлиқ напактур. Уларниң қоллири тәккән һәрқандақ иш, Маңа сунулған барлиқ қурванлиқлириму напактур! 15 Силәр һазирдин башлап ибадәтханамниң һулини қоюштин бурунқи өтмүшни ойлап беқиңлар! 16 Бурунқи әһвалиңлар қандақ еди? Кишиләр бир дога ашлиқниң 20 тағар чиқишини үмүт қилатти, лекин у пәқәт 10 тағарла чиқатти. Бир туң шарапниң 50 коза чиқишини үмүт қилатти, бирақ 20 козила чиқатти. 17 Мән Пәрвәрдигар шундақ дәймәнки, Мән зираәтлириңларни қурутуветиш үчүн иссиқ шамал чиқардим. Уларни сеситиветиш үчүн нәмлик чүшәрдим. Мән зираәтлириңларға мөлдүр яғдурдум. Шундақ турсиму, силәр Мениң йолумға қайтип келишни рәт қилдиңлар. 18 Бүгүн 9-айниң 24-күни*, йәни ибадәтханиниң һулини пүтәргән күндин башлап ойлап беқиңлар. 19 Амбарда уруқ қалдиму? Қалмиди. Үзүм, әнҗир, анар вә зәйтун дәрәқлириниң һечқайсиси мевә бәрмиди. Әнди Мән бүгүндин башлап силәргә бәрикәт яғдуримән!»

Зируббабәлгә берилгән вәдә

     20 Шу күни, йәни 9-айниң 24-күни Пәрвәрдигардин Һагайға иккинчи қетим сөз кәлди:

      21 «Сән Йәһудийәниң башлиғи Зируббабәлгә ейтқин: Мән асман-зиминни зил-зилигә кәлтүрүш алдида туримән. 22 Мән падишалиқларниң таҗ-тәхтини ағдуруп ташлаш һәм уларниң күч-қудритини вәйран қилиш алдида туримән. Мән уларниң җәң һарвулирини вә һарвулардики ләшкәрләрни йәр билән йәксән қилимән. Атлиқ чәвәндазлар атлири билән жиқилиду. Улар өзара қирғин қилишиду. 23 Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар йәнә шундақ дәйдуки: Бу ишлар йүз бәргән күндә, Мән сени — Шиалтелниң оғли хизмәткарим Зируббабәлни көккә көтиримән. Мән сени мөрлүк үзүк* қилимән. Чүнки Мән сени таллиғанмән! Бу Мениң — қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзлиридур!»


* 1 Һазирқи заман календари бойичә 10-айниң 17-күнигә тоғра келиду.

* 2 Һазирқи заман календари бойичә миладийәдин илгирики 520- жили 12-айниң 18-күнигә тоғра келиду.

* 3 Һазирқи заман календари бойичә 12-айниң 18-күнигә тоғра келиду.

* 4 Йәһудийәниң сабиқ падишаһи Йиһоякин Худаниң йолида маңмиғанлиқи үчун, Худа Йәрәмия Пәйғәмбәр арқилиқ бу падишаһқа, өзиниң мөһүрлүк үзүкини униңдин тартивалидиғанлиқини ейтқан. Көп өтмәй бу падишаһ Бабиллиқлар тәрипидин бойсундурулуп, Бабилға сүргүн қилинған. Зируббабәл бу падишаһниң әвлади болуп, Худа униңға мөһүрлүк үзүкни қайтуруп беридиғанлиқини ейтқан.