«Чүшәндүрүш Һагай» «Муқәддәс Китапниң» «Әзра» қисмида исраилларниң миладидин илгири 538-жили Бабилдики сүргүндин Йерусалимға қайтқанлиғи баян қилиниду. Исраиллар Йерусалимға қайтип келип бузуветилгән ибадәтханини қайтидин қурушқа башлайду. Улар икки жилда ибадәтханиниң һулини пүтириду. Лекин шу әтрапта яшаватқан ят хәлиқләрниң ибадәтхана қурулушиға тосқунлуқ қилиши түпәйлидин, ибадәтхана қурулуши тохтап қалиду. Миладидин илгири 519-жили Худадин Һагай пәйғәмбәргә ибадәтхана қурулушини давамлаштуруш тоғрисида: «Ибадәтханиниң пүтмәслигидики асаслиқ сәвәп, шу әтрапта яшаватқан ят хәлиқләрниң тосқунлуқ қилишида әмәс, бәлки йәһудийларниң өзидә» дегән сөз келиду. Чүнки улар Пәрвәрдигарға аталған ибадәтханини ясаштин көрә, өз өйлирини ясашни әвзәл көргән еди. Пәрвәрдигар Һагай пәйғәмбәр арқилиқ йәһудийларға: «Әгәр силәр Мениң әмирлиримгә бойсунсаңлар, силәргә мол һосул вә аманлиқ бериш билән биргә, қайтидин бәхит ата қилимән», дәйду. Пәрвәрдигар йәнә Давут падишаниң әвлади Зируббабәлгә Өзиниң пүткүл әлләрни зил-зилигә кәлтүридиғанлиғини, шундақла мөрлүк үзүкни қайтуруп беридиғанлиғини ейтиду. Шуниң билән Худа Давут падишаға: «Әвлатлириң таҗ-тәхтиңни давам қилиду», дегән вәдисини давамлаштуриду. Тезис: 1. Ибадәтханиниң қайтидин қурулуши тоғрисидики Худаниң сөзи (1-бап 1-айәттин 15-айәткичә) 2. Йеңи ибадәтханиниң кәлгүси шан-шәриви тоғрисидики Худаниң сөзи (2-бап 1-айәттин 9-айәткичә) 3. Бәхит-саадәтниң Худаға бойсунуштин келидиғанлиғи тоғрисидики Худаниң сөзи (2-бап 10-айәттин 19-айәткичә) 4. Йәһудийәниң башлиғи Зируббабәл тоғрисидики Худаниң сөзи (2-бап 20-айәттин 23-айәткичә) |
||