«Чүшәндүрүш Малаки»

_

Худаниң Өз хәлқи болған йәһудийлар миладидин бурун 537-жили Бабилдики сүргүндин өз жути Йәһудийәгә қайтип кәлди. Дәсләптә улар өз жутида Пәрвәрдигарға қайтидин ибадәт қилалиғанлиғидин һаяҗанға чөмгән еди. Бирақ ибадәтхана вә Йерусалим сепилини қайтидин қуруш ишлири қийинға тохтиғанлиқтин, уларниң қизғинлиғи йоқилишқа башлиди. Йәһудийлар Исраилға қайтип келип тәхминән йүз жилдин кейин, Пәрвәрдигар Малаки пәйғәмбәр арқилиқ Өз хәлқини агаһландуруп, уларни Өзиниң йолиға қайтип келишкә чақириқ қилип, пәйғәмбәрлик сөз чүшәрди.

«Муқәддәс Китапниң» «Малаки» қисминиң ахирида Малаки пәйғәмбәр хәлиққә Худа вәдә қилип әвәтмәкчи болған Қутқазғучиниң узун өтмәй чоқум келидиғанлиғидин хәвәр бериду. Қутқазғучи келидиған бу күн бәзиләр үчүн сорақ күни, йәнә бәзиләр үчүн Худаниң қутқузушини баштин кәчүридиған күн болиду. Малаки пәйғәмбәр йәнә Худаниң Өз хәлқигә Қутқазғучи-Мәсиһниң келишигә йол һазирлаш үчүн Илияс пәйғәмбәрни әвәтидиғанлиғини ейтиду.

«Муқәддәс Китапниң» ушбу қисми башқа қисимларға қариғанда өзгичә алаһидиликкә егә болуп, баян қилиш усули Пәрвәрдигар билән сөзлишиш шәклидә ипадиләнгән. Униңда хәлиқ Худаниң әйиплишигә рәт қилиш билән җавап бәргән. Андин Худа Өзиниң әйиплишиниң тоғра екәнлигини испатлап бәргән. Көп вақитларда кишиләр Худа билән болған мунасивәткә неминиң тәсир қилидиғанлиғини һис қилмайду. Нурғун алимлар Малаки пәйғәмбәргә чүшкән бу пәйғәмбәрлик сөзни, Кона Келишимдики әң ахирқи пәйғәмбәрлик сөз дәп қарайду.

_

Тезис:

1. Пәрвәрдигарниң исраилларға болған меһир-муһәббити (1-бап 1-айәттин 5-айәткичә)

2. Пәрвәрдигарниң роһанийларни тәнқит қилиши (1-бап 6-айәттин 2-бап 9-айәткичә)

3. Нека вә талақ тоғрисида (2-бап 10-айәттин 16-айәткичә)

4. Пәрвәрдигарниң Өз әлчисини әвәтиши (2-бап 17-айәттин 3-бап 5-айәткичә)

5. Товва қилиш (3-бап 6-айәттин 12-айәткичә)

6. Худаниң вәдә қилған рәһимдиллиги (3-бап 13-айәттин 18-айәткичә)

7. Худаниң һесап алидиған күни йеқинлашмақта (4-бап 1-айәттин 6-айәткичә)

Қайтиш