Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1 Худаниң «Сөзи» дунияға кәлди 1Һәммидин бурун «Сөз»* бар еди. У Худа билән биллә еди һәм Өзи Худа еди. 2У аләм яритилиштин бурунла Худа билән биллә еди. 3У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди. Һеч қандақ мәвҗудат Униңсиз яритилған әмәс. 4«Сөз» һаятлиқниң мәнбәси болуп, бу һаятлиқ инсанларға нур елип кәлди. 5Нур қараңғулуқни йорутиду, қараңғулуқ болса нурни һәргиз йеңәлмигән. 6Вақит-саати кәлгәндә, бир адәм Худа тәрипидин мәйданға кәлди. Униң исми Йәһия еди. 7У инсанларниң өзи арқилиқ «Һәқиқий Нурға» ишиниши үчүн, Униңға гувалиқ беришкә кәлгән еди. 8Йәһия пәйғәмбәр өзи «Һәқиқий Нур» әмәс, у пәқәт «Һәқиқий Нурға» гувалиқ бәргүчидур. 9Дунияға келидиған бу «Һәқиқий Нур» пүткүл инсанни йорутидиған Нурдур. 10Дуния «Сөз» арқилиқ яритилған болсиму, «Сөз» бу дунияға кәлгәндә, дуния Уни тонумиди. 11У Өз йеригә кәлгән болсиму, бирақ Уни Өз хәлқи қобул қилмиди. 12Шундақтиму У Өзини қобул қилип, Өзигә ишәнгәнләрниң һәммисигә Худаниң пәрзәнди болуш һоқуқини бәрди. 13Бу һоқуққа еришкәнләр йә қандин, йә җинсий тәләптин, йә инсан хаһишидин әмәс, бәлки Худаниң ирадисидин роһий җәһәттин қайтидин туғулған болиду. 14«Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ. 15Йәһия пәйғәмбәр Униңға гувалиқ берип, халайиққа жуқури аваз билән мундақ деди: — Мән силәргә: «Мәндин кейин Кәлгүчи мәндин улуқтур, чүнки У мән туғулуштин бурунла моҗут», дегән едимғу. У дәл мошу Кишидур! 16Униң меһир-шәпқити чәксиз болғачқа, һәммимиз һәр дайим бәхит үстигә бәхиткә еришип кәлдуқ. 17Чүнки Тәврат қануни Муса пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән болса, Худаниң меһир-шәпқити вә һәқиқити Әйса Мәсиһ* арқилиқ йәткүзүлди. 18Худани һеч ким көрүп баққан әмәс, бирақ Уни Атимиз Худаниң һәмрайи вә ялғуз Оғли, шундақла Өзи Худа болған Әйса Мәсиһ бизгә билдүрди. Йәһия пәйғәмбәрниң сөзи 19Йерусалимдики йәһудий ақсақаллири Худаниң әвәтидиған Қутқазғучисиниң Йәһия пәйғәмбәр яки әмәслигини билиш үчүн, роһанийлар билән мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийларни* Йәһияниң алдиға әвәтти. 20Йәһия пәйғәмбәр иккиләнмәстин: — Мән Қутқазғучи-Мәсиһ әмәсмән, — дәп ениқ җавап бәрди. 21Улар униңдин: — Ундақта, өзәң ким болисән? Илияс пәйғәмбәр боламсән? — дәп сориди. — Яқ! Мән Илияс пәйғәмбәр әмәсмән, — деди у. — Әмсә, Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәрмусән?* — дәп сориди улар. Йәһия пәйғәмбәр йәнә: — Яқ! — дәп рәт қилди. 22Ахири улар: — Ундақта, сән зади ким болисән? Бизни әвәткәнләргә ейтқидәк бир җавап бәргин. Ейтқина. Сән қандақ адәмсән? — дәп сориди. 23Йәһия пәйғәмбәр мундақ җавап бәрди: — Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқан, Худа әвәтидиған Қутқазғучи келиштин илгири чөлдә «Рәббимизниң келишигә түз йол тәйяр қилиңлар», дәп җар салидиған киши мәндурмән! 24-25Йерусалимдин әвәтилгән бәзи пәрисийләрму* Йәһия пәйғәмбәрниң алдиға келип, униңдин: — Сән йә Қутқазғучи-Мәсиһ, йә Илияс яки Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр болмисаң, немишкә кишиләрни Худаниң йолиға чақирип, суға чөмүлдүрисән?* — дәп сориди. 26Йәһия пәйғәмбәр уларға мундақ дәп җавап бәрди: — Мән кишиләрни суғила чөмүлдүримән, лекин араңларда силәр тонумайдиған Бири бар. 27У мәндин кейин Кәлгүчи болуп, мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән! 28Мана бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйтания дегән йезида, йәни Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни дәрияда чөмүлдүрүш рәсмийитидин өткүзүватқан йәрдә йүз бәргән еди. Худаниң қурванлиқ Қозиси 29Әтиси Йәһия пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң өзигә қарап келиватқанлиғини көрүп мундақ деди: — Мана Бу пүткүл дуниядики инсанларниң гунайидин азат қилиниши үчүн һазирланған Худаниң Қозисидур! 30Мән силәргә: «Мәндин кейин Кәлгүчи мәндин улуқтур, чүнки У мән туғулуштин бурунла моҗут еди», дегән едим. Мана бу дәл мән тилға алған әшу Кишидур! 31Мән бурун Униң кимлигини билмисәмму, бу Қутқазғучи исраилларға аян болсун дәп, силәрни суға чөмүлдүргили кәлдим. 32Йәһия пәйғәмбәр йәнә гувалиқ берип мундақ деди: — Мән Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонғанлиғини көрдүм. 33Мән Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини билмигән едим. Бирақ мени кишиләрни суға чөмүлдүрүш рәсмийитидин өткүзүшкә әвәткән Худа маңа: «Сән Худаниң Роһиниң чүшүп, Бириниң үстигә қонидиғанлиғини көрисән. У кишиләрни Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүридиған Қутқазғучидур!» дегән еди. 34Һазир расттинла бу вақиәни өз көзүм билән көргәнлигим үчүн, Униң һәқиқәтән Худа Оғли* екәнлигигә гувалиқ беримән. Һәзрити Әйсаниң дәсләпки шагиртлири 35Әтиси Йәһия пәйғәмбәр икки шагирти билән йәнә шу йәрдә еди. 36У у йәрдин өтүп кетиватқан һәзрити Әйсани көрүп: — Қараңлар! Худаниң қурван қилинидиған Қозиси! — деди. 37Бу сөзни аңлиған икки шагирт һәзрити Әйсаниң кәйнидин меңишти. 38Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп, әгишип келиватқанлардин: — Немигә һаҗитиңлар чүшүп қалди? — дәп сориди. Улар: — Раббони (бу ибранийчә сөз болуп, «устаз» дегән мәнада), қәйәрдә турисиз? — дәп сорашти. 39— Келип көрүңлар, — деди һәзрити Әйса. Шуниң билән улар берип, Униң қәйәрдә туридиғанлиғини көрди. Бу чүштин кейин саат төртләр болған вақит болуп, улар у күнни һәзрити Әйса билән биллә өткүзди. 40Йәһия пәйғәмбәрниң сөзини аңлап, һәзрити Әйсаниң кәйнидин маңған икки кишиниң бири Симун Петрусниң иниси Әндәр еди. 41Әндәр дәрһал өз акиси Симунни тепип, униңға: — Биз «Мәсиһни» таптуқ! — деди. («Мәсиһ» — «Худа тайинлиған Қутқазғучи» дегән мәнада.) 42Әндәр акисини һәзрити Әйсаниң алдиға елип барди. Һәзрити Әйса униңға қарап: — Юһаннаниң оғли Симун, буниңдин кейин сениң исмиң «Кифас» болсун, — деди. («Кифас» грек тилидики «Петрус» дегән сөз билән мәнадаш болуп, «қорам таш» дегән мәнани билдүриду.) Филип вә Натанйәлниң чақиртилиши 43Әтиси һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисигә беришни қарар қилди. У Филипни тепип, униңға: — Маңа әгишип маң, — деди. 44Филип бәйтсайдалиқ болуп, Әндәр билән Петрусниң жутдиши еди. 45Филип Натанйәлни тепип, униңға: — Муса пәйғәмбәр Тәвратта алдин-ала ейтқан, башқа пәйғәмбәрләрму тилға алған Қутқазғучи-Мәсиһни таптуқ. У Йүсүпниң оғли насирәлик Әйса екән! — деди. 46Бирақ Натанйәл: — Насирәликму?! Әшу кичик бир шәһәрдин мундақ яхши иш чиқарму? — деди. — Келип көрүп бақ, — деди Филип. 47Һәзрити Әйса Натанйәлниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана бу ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир исраил! — деди. 48— Мениң қандақ адәм екәнлигимни қәйәрдин билдиңиз? — дәп сориди Натанйәл һәйран болуп. Һәзрити Әйса: — Филип сени чақириштин авал, сениң әнҗир дәриғиниң түвидә олтарғанлиғиңни көргән едим, — дәп җавап бәрди. 49Натанйәл һәзрити Әйсаниң башқилар көрәлмәйдиған ишларни көрәләйдиғанлиғидин һәйран болуп: — Устаз, Сиз һәқиқәтән Худа Оғли, исраилларниң Падишаси екәнсиз! — дәп етирап қилди. 50Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — Сени әнҗир дәриғиниң түвидә көргәнлигимни ейтқанлиғим үчүн ишиниватамсән? Буниңдинму чоң ишларни көрисән техи! 51Андин шагиртлириға йәнә: — Билип қоюңларки, силәр асманниң ечилип, Худаниң периштәлириниң Инсан Оғлиниң* йениға чүшүп-чиқип жүридиғанлиғини көрисиләр, — деди. *1. Сөз — «Каламму» дейилгән болуп, һәзрити Әйсаниң бир намидур. *17. Мәсиһ — пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан, Худа тәрипидин талланған, һаман бир күни келип мәңгү һөкүмранлиқ қилидиған Падишани көрситиду. *19. Лавийлар — Яқуп пәйғәмбәрниң он икки оғлиниң ичидики бириниң әвлатлири болуп, Худа уларни Өзигә йеқин қилип, пәқәт ибадәтханидила ишләшкә таллиған. *21. Пәйғәмбәр — бу йәрдә Әйса Мәсиһ көздә тутулған. *24-25. Пәрисийләр — йәһудий диниға тәвә болған, Тәврат түзүмлиригә қаттиқ риайә қилидиған диний еқимдики кишиләр. *24-25. Бу йәрдә тилға елинған чөмүлдүрүш кишиләрниң өз гуналириға товва қилип, Қутқазғучи-Мәсиһниң келишигә тәйярлиқ көрүшидин ибарәт рәсмийәтни көрситиду. *34. Худа Оғли — бу нам һәргизму Худа билән һәзрити Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду. *51. Муқәддәс Язмиларда «Инсан Оғлидин» ибарәт Әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән асмандин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Һәзрити Әйса бу намни Өзи һәққидә ишләткән.
2 Кана йезисидики той зияпити 1Икки күндин кейин Җәлилийә өлкисиниң Кана йезисида бир той болди. Һәзрити Әйсаниң аниси Мәрийәм у йәрдә еди. 2Һәзрити Әйса вә Униң шагиртлириму тойға тәклип қилинған еди. 3Тойда шарап түгәп қалғанда, Мәрийәм һәзрити Әйсаға: — Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди. 4— Ана, Мени арилаштурмисиңиз. Мениң вақтим техи кәлмиди, — деди һәзрити Әйса. 5Аниси чакарларға: — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди. 6У өйдә йәһудийларниң тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн ишлитилидиған, һәр биригә сәккиз-тоққуз челәктин су сиғидиған алтә таш туң қоюлған еди. 7Һәзрити Әйса чакарларға: — Туңларға су толтуруңлар, — деди. Улар туңларни ағзиғичә толтурушти. 8Андин һәзрити Әйса уларға йәнә: — Әнди буниңдин бир чинә елип, зияпәт башқурғучиға бериңлар, — деди. Улар бәҗа кәлтүрүшти. 9Зияпәт башқурғучи судин өзгәргән шарапни тетип көрүп, униң қәйәрдин кәлтүрүлгәнлигини билмиди, амма буни су тошуғанлар билишәтти. Шуниң билән зияпәт башқурғучи күйоғулни чақирип, 10униңға: — Бу шарап бәк яхши екән! Башқа саһипханлар яхши шарапни тойниң бешида қуйиду. Меһманлар хелә қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Һәҗәп, сән әң яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди. 11Бу һәзрити Әйсаниң дәсләпки мөҗүзиси* болуп, Җәлилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән һәзрити Әйса Өзиниң улуқлуғини аян қилди. Униң шагиртлири Уни Худаниң әвәткәнлигигә ишәнди. 12Бу иштин кейин һәзрити Әйса аниси, инилири вә шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә берип, у йәрдә бир нәччә күн турди. Содигәрләрниң чоң ибадәтханидин қоғлиниши 13Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға* аз қалғанда, һәзрити Әйса Йерусалимға барди. 14У мәркизий ибадәтхана* һойлилирида қурванлиқ үчүн ишлитилидиған кала, қой вә кәптәр сатқучиларни һәм у йәрдә олтирип пул тегишидиған кишиләрни көрүп қалди 15вә ағамчидин қамча ясап, уларниң һәммисини қой-калилири билән қошуп ибадәтханидин һайдап чиқарди. Пул тегишидиғанларниң покәйлирини өрүп, пуллирини чечивәтти 16вә кәптәр сатқучиларға: — Нәрсилириңни бу пак йәрдин йоқитиш, Худа Атамниң өйини базарға айландурушма! — деди. 17Буни көргән шагиртлири Зәбурда йезилған бу сөзни есигә елишти: «Әй Худа! Сениң өйүң үчүн көрсәткән қизғин муһәббитим худди көйүватқан отниң өзидур». 18Йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсаға: — Бундақ қилишқа немә һоқуқуң бар? Сени Худа әвәткән болса, буни испатлаш үчүн бизгә бир карамәт көрситип бақмамсән, қени? — дәп соал қойди. 19Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Силәргә көрситидиған карамитим шуки, бу ибадәтханини вәйран қилсаңлар, үч күн ичидә уни яңливаштин ясап чиқимән. 20Йәһудийлар һәзрити Әйсаниң җававини чүшәнмәй: — Бу ибадәтханиниң ясилиши үчүн һазирғичә қириқ алтә жил кәткән турса, Сән уни қандақсигә үч күндила ясап чиқалайсән? — дәп Уни мәсқирә қилишти. 21Һалбуки, һәзрити Әйса ейтқан «Ибадәтхана» Униң Өз тени еди. 22Шуңа һәзрити Әйса өлүп, үчинчи күни тирилгәндин кейин, шагиртлири Униң бу сөзини есигә алди вә Муқәддәс Язмиларда Қутқазғучиниң тирилиши һәққидә йезилған сөзләр һәм һәзрити Әйса ейтқан сөзләрниң тегигә йетип, ишәнчи техиму күчәйди. 23«Өтүп кетиш» һейти җәриянида һәзрити Әйсаниң Йерусалимда көрсәткән карамәт вә мөҗүзилирини көргән нурғун кишиләр Униңға ишиништи. 24Лекин һәзрити Әйса пүткүл инсанларниң қәлбини билгәчкә, уларға ишәнмәтти. 25Инсан тәбиити һәққидә һеч кимниң Униңға бир нәрсә дәп беришиниңму һаҗити йоқ еди, чүнки У Өзи кишиләрниң көңлидә немә бар екәнлигини биләтти. *11. Мөҗүзә — грекчидә «мөҗүзилик бәлгү» дегән мәнада болуп, һәзрити Әйса мөҗүзә арқилиқ Өзиниң һәқиқий Кимлигини ашкарилимақчи болған. *13. «Өтүп кетиш» һейти — бу йәһудийларниң Муса пәйғәмбәрниң йетәклиши арқилиқ өзлириниң Мисирдики қуллуқ һаятидин қутулған күнини хатириләш һейти болуп, әйни вақитта йәһудий әрләрниң һәммиси Йерусалимға берип, мәркизий ибадәтханида қурванлиқ қилип, бу һейтни өткүзүши керәк еди. *14. Мәркизий ибадәтхана — әйни чағда йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири болуп, бу йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Худаниң әмри бойичә пәқәт Йерусалимдики мәркизий ибадәтханидила қурванлиқ қилиш тоғра болатти.
3 Қайтидин туғулуш 1-2Йәһудийларниң Никодим исимлиқ бир кеңәшмә башлиғи бар еди. Пәрисийләрдин болған бу адәм бир кечиси һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Тәхсир, Сизниң Худа әвәткән бир Устаз екәнлигиңизни билимиз. Чүнки Худа билән биллә болмиған адәм Сиз көрсәткән бу карамәт вә мөҗүзиләрни қәтъий көрситәлмәйду, — деди. 3Һәзрити Әйса: — Билип қоюңки, һеч ким қайтидин туғулмиғичә, Худаниң Падишалиғини көрәлмәйду, — деди. 4Никодим: — Қерип қалған адәм қандақму қайтидин туғулсун? Анисиниң қосиғиға кирип, қайтидин туғулуши мүмкинму? — дәп сориди. 5Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Билип қоюңки, һәм судин, һәм Худаниң Роһидин туғулмиғичә, һеч ким Худаниң Падишалиғиға кирәлмәйду. 6Ата-анисидин туғулғанлар җисманий һаятлиққила егә болиду, бирақ Худаниң Роһидин туғулғанлар роһий һаятлиққиму егә болиду. 7Сизгә: «Қайтидин туғулушуңлар керәк» десәм, һәйран болмаң. 8Шамал халиған йеридә чиқиду, сиз униң авазини аңлайсиз, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә кетидиғанлиғини биләлмәйсиз. Шуниңға охшаш, Худаниң Роһиниң кишиләргә қандақ қилип һаятлиқ ата қилидиғанлиғиниму биләлмәйсиз. 9Никодим һәзрити Әйсадин: — Бу иш қандақму мүмкин болар? — дәп сориди. 10Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — Сиз исраилларниң муһим устази туруп, буниму чүшәнмәмсиз? 11Билип қоюңки, биз билидиғинимизни вә көргинимизни ейтсақму, силәр йәнила бизниң гувалиғимизни қобул қилмайватисиләр. 12Силәргә бу дуния тоғрисидики ишларни ейтсам ишәнмигән йәрдә, асман тоғрисидики ишларни ейтсам қандақму ишинисиләр? 13Һеч ким асмандики ишларниң қандақ екәнлигини билмәйду, чүнки һеч ким асмандин чүшкән әмәс. Лекин Инсан Оғли буларни билиду, чүнки У асмандин чүшкән. 14Мистин ясалған илан Муса пәйғәмбәр тәрипидин чөлдә өлүватқанларниң қутулдурулуши үчүн түврүктә егиз көтирилгинидәк, Инсан Оғли болған Мәнму шундақ егиз көтирилишим керәк. 15Шундақ болғанда, Маңа ишәнгәнләрниң һәммиси мәңгүлүк һаятқа еришәләйду. 16Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйдики, Өзиниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнгән һәр бир киши һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүн, Уни қурван болушқа әвәтип бәрди. 17Худа Оғлини дуниядики инсанларни сораққа тартишқа әмәс, бәлки уларни қутулдурушқа әвәтти. 18Униңға ишәнгәнләр сораққа тартилмайду. Ишәнмигәнләр болса, аллибурун сораққа тартилған болиду, чүнки улар Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнмигән еди. 19Улар дайим яманлиқ қилғачқа, «Һәқиқий Нур» дунияға кәлгән болсиму, улар бу Нурни әмәс, қараңғулуқни яхши көрди. Шуңа улар җазаға тартилиду. 20Кимду-ким яманлиқ қилса, нурға өч болиду вә қилған-әткәнлирим ашкарә болуп қалмисун, дәп нурдин қачиду. 21Лекин кимду-ким һәқиқәт бойичә иш қилса, ишлиримни Худаға тайинип қилғанлиғим мәлум болсун, дәп нурға йеқин келиду. Йәһия пәйғәмбәрниң гувалиғи 22Бу иштин кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән Йәһудийә өлкисигә барди. Һәзрити Әйса улар билән биллә у йәрдә бир мәзгил туруп, кишиләрни чөмүлдүрди. 23Шу чағда Салим йезисиниң йенидики Айнон дегән йәрдә Йәһия пәйғәмбәрму кишиләрни чөмүлдүрүвататти, чүнки у йәрниң сүйи мол еди. Кишиләр униң алдиға келишип чөмүлдүрүшни қобул қилишатти. 24Бу Йәһия пәйғәмбәр техи зинданға чүшмигән вақит еди. 25Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири бир йәһудий билән тазилиниш диний қаидиси тоғрисида талишип қалди. 26Шагиртлар Йәһия пәйғәмбәрниң йениға келип: — Устаз, өткәндә Иордан дәриясиниң у қетида сиз билән биргә болған, өзиңиз «Бу Адәм мәндин улуқ», дәп гувалиқ бәргән Киши һазир башқиларни чөмүлдүрүватиду. Әнди һәммиси биздин қечип, Униң йениға кетиватиду, — деди. 27Йәһия пәйғәмбәр мундақ җавап бәрди: — Худа бәрмисә, инсан һеч немигә еришәлмәйду. 28Мән силәргә: «Мән Қутқазғучи-Мәсиһ әмәс, пәқәт Униң алдида кәлгән йол һазирлиғучи», дегән. Буниңға силәр өзәңларму гувалиқ берәләйсиләр. 29Қиз чоқум өзи билән той қилидиған жигиткә мәнсүп болиду. Қолдаш болса, жигитниң тәйярлиғини қилип, униң келишини күтиду һәм униң авазини аңлап хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәнму һәзрити Әйсаниң келишидин хошаллинип, қин-қинимға патмай қалдим. 30Әнди Униң шөһрити өсүши, мениң болса төвәнлиши керәк. 31У асмандин Кәлгүчи болуп, һәммидин үстүндур. Мән болсам, бу дуниядин кәлгүчи, шуңа қилидиған сөзлиримму бу дуниядики ишлар биләнла чәклиниду. Асмандин Кәлгүчи һәммидин үстүн болуп, 32У Өзиниң асманда көргән вә аңлиғанлириға гувалиқ бериду. Бирақ Униң гувалиғиға ишинидиғанлар наһайити аз болиду. 33Һалбуки, уларниң гувалиғиға ишинидиғанлар Худаниң һәқ екәнлигигиму гувалиқ бериду. 34Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөзләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә. 35Асмандики Атимиз Оғлини сөйиду вә һәммә ишларни Униң қолиға тапшурған. 36Худа Оғлиға ишәнгән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду, лекин Уни рәт қилған киши мәңгүлүк һаяттин мәһрум қалидудә, Худаниң ғәзиви мана шундақлардин мәңгү нери болмайду. 4 Һәзрити Әйса билән самарийәлик аял 1Һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдинму көп шагирт қобул қилип, уларни чөмүлдүрүветипту, дегән хәвәр пәрисийләргә йәтти. 2(Әмәлиятта һәзрити Әйса Өзи әмәс, шагиртлири чөмүлдүрәтти). 3Уларниң хәвәр тапқинини уққан һәзрити Әйса Йәһудийә өлкисидин чиқип, йәнә Җәлилийәгә кәтти. 4Йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүшкә тоғра кәлди. 5Буниң билән һәзрити Әйса Самарийәниң Сиһар дегән йезисиға кәлди. Сиһар бурунқи заманда Яқуп өз оғли Йүсүпкә мирас қилған йәргә йеқин болуп, 6«Яқуп қудуғи» дегән қудуқму шу йәрдә еди. Һәзрити Әйса сәпәрдә чарчиғанлиғи үчүн қудуқниң йениға келип олтарди. Бу чүш вақти болуп, 7-8һәзрити Әйсаниң шагиртлири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда самарийәлик бир аял суға кәлди. Һәзрити Әйса униңға: — Маңа бир аз уссилиқ бәргәйсиз, — деди. 9Йәһудийларниң самарийәликләрни капир дәп, һәтта уларниң чинә-қачилириниму ишләтмәйдиғанлиғини билидиған аял: — Өзиңиз йәһудий туруп, мәндәк самарийәлик аялдин қандақларчә су сорап қалдиңиз? — дәп сориди. 10Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Әгәр сиз Худаниң соғисиниң немилиги вә сиздин уссилиқ сориған Кишиниң Ким екәнлигини билсиңизди, ундақта сиз Униңдин шуни тиләттиңиздә, Уму сизгә һаятлиқ сүйини берәтти. 11Аял: — Тәхсир, қудуқ чоңқур, униң үстигә су тартидиған әсваплар йоқ турса, һаятлиқ сүйини нәдин тапалайсиз? 12Бу қудуқни әҗдадимиз Яқуп колиған. Униңдин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән. Һәҗәва, Сиз бу судинму яхши су беримән дәп, Өзиңизни әҗдадимиз Яқуптин улуқ демәкчиму? — дәп сориди. 13Һәзрити Әйса мундақ дәп җавап бәрди: — Бу суни ичкәнләр йәнә уссайду. 14Амма Мән беридиған суни ичкәнләр мәңгү уссимайдиған болиду. Мән беридиған су ичкән кишиләрниң қәлбидә етилип чиқидиған бир булаққа айлинип, уларға мәңгүлүк һаятлиқ бериду. 15— Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсиз. Шу су билән тәшналиғимни қандуруп, қудуққа иккинчи кәлмәйдиған болай, — деди аял. 16Һәзрити Әйса: — Берип ериңизни башлап келиң, — деди. 17— Ерим йоқ, — дәп җавап бәрди аял. — Ерим йоқ дәп растни ейттиңиз. 18Бәш әргә тәккән едиңиз, һазир сиз билән биллә яшаватқан адәм ериңиз әмәс, буни тоғра ейттиңиз, — деди һәзрити Әйса. 19— Тәхсир, әнди чүшәндим, Сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз! 20Шуңа ейтип бәрсиңиз, әҗдатлиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр йәһудийлар немә үчүн «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк», дәп чиң турисиләр, — деди аял. 21Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — Ханим, сөзлиримгә ишиниң, шундақ бир вақит келидуки, Худаға ибадәт қилиш үчүн, кишиләрниң бу таққа яки Йерусалимға беришиниң һаҗити қалмайду. 22Силәр самарийәликләр Худаға ибадәт қилған билән Уни билмәйсиләр. Бирақ биз йәһудийлар Кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз, чүнки қутқузулуш йәһудийлар арқилиқ дунияға келиду. 23Лекин шундақ бир вақит келиду, шундақла келип қалдики, кишиләр роһи билән вә Худа ашкарилиған һәқиқәт бойичә Униңға ибадәт қилиду. Асмандики Атимиз Өзигә әйнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә. 24Худа — Роһтур, Униңға ибадәт қилғучилар роһи билән вә Худа ашкарилиған һәқиқәт бойичә Униңға ибадәт қилиши керәк. 25Аял һәзрити Әйсаға: — Мәсиһниң, йәни Қутқазғучиниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә бизгә һәқиқәтни толуқ чүшәндүрүп бериду, — деди. 26— Сиз билән сөзлишиватқан Мән, У болимән! — деди һәзрити Әйса. 27Дәл шу чағда һәзрити Әйсаниң шагиртлири қайтип кәлди. Улар Униң бир самарийәлик аял билән сөзлишиватқанлиғиға аң-таң қелишти, лекин һеч қайсиси һәзрити Әйсадин: «Сиз униңдин немә соримақчисиз?» яки «Сиз немишкә униң билән сөзлишисиз?» дәпму соримиди. 28Шуниң билән аял козисини ташлап, шәһәргә қайтип берип кишиләргә: 29— Җүрүңлар, һаятимда қилған ишлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән Адәмни көрүп келиңлар. Қутқазғучи-Мәсиһ шумиду? — деди. 30Буниң билән кишиләр шәһәрдин чиқип, һәзрити Әйсаниң алдиға келишкә башлиди. 31Шу вақитниң өзидә шагиртлири һәзрити Әйсаға: — Устаз, азирақ бир нәрсә йәвалсиңизчу, —дәп өтүнүшти. 32Лекин һәзрити Әйса: — Мениң силәр билмәйдиған бир йемәклигим бар, — деди. 33Шагиртлар бир-биригә: — Һәҗәва, бири Устазға йемәклик әкелип бәргәнмиду? — дейишти. 34— Мениң йемәклигим — Мени әвәткән Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә Униң Маңа тапшурған ишини тамамлаштур, — деди һәзрити Әйса. 35Һәзрити Әйса шәһәрдин келиватқанларни көздә тутуп сөзини давамлаштуруп, шагиртлириға мундақ деди: — Силәр: «Һосул жиғишқа йәнә төрт ай бар», дәйсиләр. Амма силәргә ейтимәнки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болғандәк, бу кишиләрму ишинишкә тәйяр болди! 36Худди һосул жиққучи һәққини еливатқандәк, бу кишиләрни Маңа ишинишкә йетәкләватқанларму Худадин тегишлик һәққини еливатиду. Уларниң жиққан һосули болса, мәңгүлүк һаятқа еришкән кишиләрдур. Шундақ қилип, «териқчи» вә «омичи» тәң хошаллиниду. 37«Бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән тәмсил тоғридур. 38Мән силәрни өзәңлар әмәс, башқилар әмгәк сиңдүргән бир «һосулни» жиғишқа әвәттим. Шуниң үчүн силәр тәйяр болған бу «һосулни» жиққучисиләр. 39Сиһар йезисидики нурғун самарийәликләр һелиқи аялниң: «Һаятимда қилған ишлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди!» дегән сөзини аңлап, һәзрити Әйсаға ишәнди. 40Шуңа улар һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Униң өзлири билән биллә турушини илтимас қилишти. Шуниң билән һәзрити Әйса у йәрдә икки күн турди. 41Униң тәлими арқилиқ техиму көп адәм Униңға ишәнди. 42Улар аялға: — Бизниң ишинишимиз әнди пәқәт сизниң сөзлириңиз сәвәвидинла әмәс, бәлки өзимизниң аңлиғанлиғидинму болди. Униң һәқиқәтән дунияниң Қутқазғучиси екәнлигини билдуқ! — дейишти. Бир әмәлдарниң оғлиниң сақайтилиши 43Икки күндин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисигә қарап йол алди. 44У Өзи бурун: «Һеч қандақ пәйғәмбәр өз жутида һөрмәткә сазавәр болмайду», дегән. 45Җәлилийәгә кәлгинидә, җәлилийәликләр Уни қарши елишти, чүнки уларму «Өтүп кетиш» һейтини Йерусалимда өткүзгән вә һәзрити Әйсаниң у йәрдә яратқан мөҗүзә һәм карамәтлирини көргән еди. 46Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә турған вақтида, Кана йезисиға йәнә барди. (У дәл шу йезидики бир тойда суни шарапқа айландурған еди.) Шу күнләрдә Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди. 47У һәзрити Әйсаниң Йәһудийәдин Җәлилийәгә кәлгәнлигини аңлап, Униң алдиға барди вә: — Өйүмгә берип, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәрсиңиз! — дәп өтүнди. 48Шуниң билән һәзрити Әйса униңға: — Силәр җәлилийәликләр мөҗүзә вә карамәтләрни көрмигичә, Маңа ишәнмәйдиған охшайсиләр, — деди. 49Орда әмәлдари һәзрити Әйсаға: — Һәзрәтлири, балам өлмәй турғанда барғайсиз! — деди. 50— Өйүңизгә қайтиң, оғлуңиз һаят қалиду, — деди һәзрити Әйса. Һелиқи адәм һәзрити Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди. 51Йолда хизмәткарлири униң алдиға чиқип, оғлиниң һаят һәм саламәт екәнлигини уқтурди. 52Әмәлдар улардин оғлиниң қачандин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини сориғинида, улар: — Түнүгүн чүштин кейин саат бирдә қизитмиси янди, — дейишти. 53Балиниң атиси буниң дәл һәзрити Әйсаниң өзигә: «Оғлуңиз һаят қалиду!» дегән вақит екәнлигини есигә алди. Шуниң билән у вә пүтүн аилисидикиләр һәзрити Әйсаға ишәнди. 54Бу һәзрити Әйсаниң Йәһудийәдин Җәлилийәгә келип көрсәткән иккинчи мөҗүзиси еди. 5 Көлчәк бойидики паләчниң сақайтилиши 1Буниңдин узун өтмәй йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди. Шуңа һәзрити Әйса Йерусалимға барди. 2Йерусалимдики «Қой дәрвазисиниң» йенида ибраний тилида «Бәйтәста» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди. 3Бу пешайванлар астида бир топ қарғу, току вә паләчләр йетишатти. {Улар йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти. 4Чүнки Худаниң бир периштәси туруп-туруп көлчәккә чүшүп, суни чайқайдикән. Суниң чайқилишидин кейин көлчәккә биринчи болуп киргән киши һәр қандақ кесәлдин халас болидикән.} 5У йәрдә оттуз сәккиз жил кесәлниң дәрдини тартқан бир бемар бар еди. 6Һәзрити Әйса бу току адәмни көрди вә униң узундин бери шу әһвалда екәнлигини билип, униңдин: — Сақийип кетишни халамсән? — дәп сориди. 7Бемар мундақ җавап бәрди: — Һәзрәтлири, су чайқалғанда мени суға чүширидиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду. 8Һәзрити Әйса униңға: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маң, — деди. 9Һелиқи адәм шу ан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп меңишқа башлиди. Бу йәһудийларниң дәм елиш күни* еди. 10Шуңа бәзи йәһудий ақсақаллири сақайған адәмгә: — Бүгүн дәм елиш күни турса, Тәврат қанунимизда дәм елиш күни иш қилиш мәнъий қилинғанлиғини билип туруп, йәнә орун-көрпәңни көтирип жүрисәнғу! — деди. 11Лекин бемар уларға мундақ җавап бәрди: — Мени сақайтқан Киши маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маң», дегән турса! 12— Саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маң», дегән зади ким екән у? — дәп сорашти улар. 13Бирақ сақайған адәм һәзрити Әйсаниң Ким екәнлигини билмәтти. У йәрдә адәм көп болғанлиқтин, һәзрити Әйса Өзини далдиға елип, астағина кетип қалди. 14Бу иштин кейин һәзрити Әйса һелиқи адәмни мәркизий ибадәтханида көрүп: — Кесилиңдин сақайдиң. Әнди гуна қилма, бешиңға техиму чоң бала-қаза келип қалмисун, — деди. 15Һелиқи адәм йәһудий ақсақаллириниң қешиға берип, өзини сақайтқан һәзрити Әйса екәнлигини уқтурди. 16Һәзрити Әйса бу ишларни дәм елиш күни қилғанлиғи үчүн, йәһудий ақсақаллири Униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди. 17Лекин һәзрити Әйса уларға: — Худа Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, Мәнму шундақ қилишим керәк, — деди. 18Шундақ қилип, йәһудий ақсақаллириниң Уни өлтүрүш нийити техиму күчәйди. Чүнки У дәм елиш күниниң қаидисини бузупла қалмастин, Худаниң Өз Атиси екәнлигини ейтиши билән, Өзини Худаға тәң қилған еди. Һәзрити Әйсаниң һоқуқи 19Һәзрити Әйса бу шикайәтләргә җававән йәһудий ақсақаллириға мундақ деди: — Билип қоюңларки, Оғли Өзлүгидин һеч немә қилалмайду. Пәқәт асмандики Атисиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилалайду. Атиси немә қилса, Уму шуни қилиду. 20Чүнки Атиси Уни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини Униңға көрситиду һәм Оғли арқилиқ силәрни һәйран қалдурғидәк техиму зор вә улуқ ишларни аян қилиду. 21Өлгәнләрни Атиси қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғлиму шуниңға охшаш Өзи халиған кишиләргә мәңгүлүк һаят ата қилиду. 22Шундақла Атиси һеч кимни сораққа тартмайду, бәлки Оғли тартиду. Чүнки сораққа тартишниң пүтүн һоқуқини Оғлиға бәргәндур. 23Буниңдики мәхсәт, инсанларниң Өзини һөрмәтлигинидәк, Оғлиниму һөрмәтлиши үчүндур. Оғлини һөрмәтлимигәнләр Уни Әвәткүчи Атисиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду. 24Билип қоюңларки, сөзүмни аңлап, Мени Әвәткүчигә ишәнгәнләр мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду. Бундақ адәм сораққа тартилмайду, шундақла өлүмдин һаятлиққа өткән болиду. 25Билип қоюңларки, роһи өлүкләрниң Худа Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саати йетип кәлмәктә, шундақла келип қалдики, аңлап ишәнгәнләр һаятлиққа егә болиду. 26Чүнки Атиси Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғлиниму шундақла һаятлиқ мәнбәси қилди. 27Йәнә Униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки У Инсан Оғлидур. 28Буниңға һәйран болмаңлар, өлгәнләрниң һәммиси Мениң авазимни аңлайдиған вақит келиду 29вә улар йәрликлиридин чиқишиду. Яхшилиқ қилғанлар тирилип, мәңгүлүк һаятқа еришиду, яманлиқ қилғанлар тирилип сораққа тартилиду. 30Мән Өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт Атамниң ейтқини бойичә сорақ қилимән. Мениң һөкүмүм адилдур, чүнки Мениң нийитим Мениң ирадәмни әмәс, бәлки Мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур. Худаниң һәзрити Әйсаға бәргән гувалиғи 31— Әгәр Өзәм үчүн Өзәм гувалиқ бәрсәм, гувалиғим бекар болиду. 32Лекин Мән үчүн гувалиқ беридиған башқа Бири бар. Униң Маңа беридиған гувалиғиниң растлиғини билимән. 33Йәһия пәйғәмбәргә адәм әвәткән әмәсмидиңлар? У һәқиқәткә гувалиқ бәргән. 34Әмәлиятта Маңа бир инсанниң гувалиғи керәк әмәс. Силәрни Йәһия пәйғәмбәрниң гувалиғиға ишинип қутқузулсун дәп, буларни ейтиватимән. 35Йәһия пәйғәмбәр нур чечип турған бир чираққа охшайду. Силәр униң йоруқлуғидин вақитлиқ болсиму һөзүрлинишни халидиңлар. 36Лекин Йәһия пәйғәмбәрниң Мән үчүн бәргән гувалиғидинму чоң бир гувалиқ бар. У болсиму, Мениң яратқан мөҗүзилирим, йәни Атам Мениң орунлишим үчүн Маңа тапшурған ишлардур. Булар Атамниң Мени әвәткәнлигигә гувалиқ бериду. 37Мени әвәткән Атам Өзиму Мән үчүн гувачидур. Силәр һеч қачан Униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар. 38Униң сөзлири силәрниң қәлбиңлардин орун алмиди, чүнки Мени Униң әвәткинигә ишәнмидиңлар. 39Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилисиләр, чүнки униңдин мәңгүлүк һаятқа егә болушниң йолини тапалаймиз, дәп қарайсиләр. Һәҗәва, бу Язмилар Мени Худа әвәтидиған Қутқазғучи дәп тонуштурған әмәсму? 40Шундақ туруп, силәр йәнә Мениң йенимға келип, һаятлиққа еришишни халимайсиләр. 41Мән инсанларниң махтишини издимәймән, 42лекин Мән силәрни билимән, қәлбиңларда Худаға болған муһәббитиңлар йоқ. 43Мән Атамниң нами билән кәлсәм, силәр Мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқилар өз нами билән кәлсә, уни қобул қилисиләр. 44Силәр бир-бириңларниң махтишини қобул қилисиләрю, ялғуз Худаниң махтишиға егә болушқа тиришмайсиләр. Бу һалда Маңа қандақму ишинәләйсиләр? 45Бирақ Мени үстимиздин Атамға шикайәт қилиду, дәп ойлимаңлар. Үстүңлардин шикайәт қилидиған Мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса пәйғәмбәрдур. 46Әгәр силәр расттин Муса пәйғәмбәргә ишәнгән болсаңлар, Маңиму ишәнгән болаттиңлар, чүнки Муқәддәс Язмиларда Муса пәйғәмбәр Мән тоғрилиқ язған. 47Лекин униң Муқәддәс Язмиларда язған сөзлиригә ишәнмисәңлар, Мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр? *9. Дәм елиш күни — бу йәһудийларниң ибадәт қилидиған муқәддәс күнини көрситиду. У күни ишләш қәтъий мәнъий қилинған.
6 Бәш миң адәмниң тойдурулуши 1Бир мәзгилдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә көлиниң (Тиберийә көли дәпму атилидиған көл) у қетиға өтти. 2Зор бир топ халайиқ Униң кәйнидин әгишип маңди, чүнки улар Униң кесәлләрни сақайтқан мөҗүзилирини көргән еди. 3Һәзрити Әйса таққа чиқип, у йәрдә шагиртлири билән биллә олтарди. 4Бу йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған вақит еди. 5Һәзрити Әйса бешини көтирип, зор бир топ халайиқниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, Филиптин: — Шунчә көп адәмни тойдурғидәк нанни нәдин тапимиз? — дәп сориди. 6Һәзрити Әйса бу сөзни уни синаш үчүн ейтқан еди, әмәлиятта қандақ қилишни Өзи биләтти. 7Филип җававән: — Һәммисиниң бир бурдидин нан йейиши үчүн йерим жиллиқ киримму йәтмәйду! — деди. 8Шагиртлардин йәнә бири, Симун Петрусниң иниси Әндәр һәзрити Әйсаға: 9— Бу йәрдә бир кичик бала болуп, униңда бәш арпа нан билән икки белиқ бар, лекин бунчивала адәм үчүн бу немигә йәтсун? — деди. 10— Көпчиликни олтарғузуңлар, — деди һәзрити Әйса. У йәр кәң кәткән чимәнзарлиқ еди. Халайиқниң һәммиси олтарди. У йәрдики әрләрниң санила бәш миңчә бар еди. 11Һәзрити Әйса нанларни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, олтарғанларға бөлүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди. Көпчилик халиғанчә йеди. 12Һәммиси йәп тойғанда, һәзрити Әйса шагиртлириға: — Ешип қалғинини жиғиңлар, һеч нәрсә зайә болмисун, — деди. 13Шуниң билән улар көпчиликниң бәш арпа нандин йәп ешип қалғинини он икки севәткә толтуруп жиғивалди. 14Халайиқ һәзрити Әйсаниң көрсәткән бу мөҗүзисини көрүп: «Дунияға келишини Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» дейишти. 15Һәзрити Әйса уларниң Өзини исраилларниң падишаси болушқа мәҗбурлайдиғанлиғини билип, улардин айрилип, қайтидин таққа тәнһа чиқип кәтти. Һәзрити Әйсаниң су үстидә меңиши 16Кәчқурун һәзрити Әйсаниң шагиртлири көл бойиға келишти. 17Гәрчә қараңғу чүшүп кәткән болсиму, һәзрити Әйса техичә уларниң йениға кәлмигән еди. Шуниң билән улар бир кемигә олтирип, көлниң у қетидики Кәпәрнаһум шәһиригә қарап йол елишти. 18Қаттиқ боран чиқип, көлдә долқун көтириливататти. 19Шагиртлар палақ уруп төрт-бәш чақирим йәргичә барғандин кейин, һәзрити Әйсаниң көл үстидә меңип кемигә йеқинлишиватқанлиғини көрүп қорқушуп кәтти. 20Лекин һәзрити Әйса уларға: — Қорқмаңлар, бу Мән! — деди. 21Буниң билән улар һәзрити Әйсани кемигә чиқишқа чақирди. У кемигә чиққандин кейинла, улар бармақчи болған йеригә берип қалди. Һәзрити Әйса — роһий озуқтур 22Иккинчи күни көлниң у қетида қалған халайиқ түнүгүнки күндә у йәрдә пәқәт бирла кеминиң барлиғини, һәзрити Әйсаниң Өз шагиртлири билән биллә у кемигә олтармиғанлиғини, шагиртлириниң ялғуз кәткәнлигини есигә алди. 23Бир нәччә кемә Тиберийә шәһиридин һәзрити Әйса дуа қилип, халайиққа нан тарқитип бәргән йәргә йеқин келип тохтиди. 24Һәзрити Әйсаниң вә шагиртлириниң у йәрдә әмәслигини билгән халайиқ у кемиләргә олтирип, Кәпәрнаһум шәһиригә һәзрити Әйсани издигили маңди. 25Халайиқ Уни көлниң у қетида тапқандин кейин: — Устаз, бу йәргә қачан кәлдиңиз? — дәп сорашти. 26Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Билип қоюңларки, силәр Мени мөҗүзилиримни көрүп чүшәнгәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки нанлардин халиғанчә йәп тойғанлиғиңлар үчүн издидиңлар. 27Бирақ силәр бузулидиған озуқлуқ үчүн әмәс, бузулмайдиған, мәңгүлүк һаят беридиған озуқлуқ үчүн җан етип ишләңлар! Буни силәргә Инсан Оғли — Өзәм беримән, чүнки Мениң бундақ қилишимни Худа Атам тәстиқлигән. 28Улар: — Қандақ қилғанда, Худаниң хизмитидә болалаймиз? — дәп сорашти. 29— Худаниң хизмити — Худаниң Әвәткинигә ишиништур, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. 30Улар йәнә: — Сиз қандақ мөҗүзә яритиш билән бизни Өзиңизгә ишәндүрисиз? Бизгә немә қилип бәрмәкчисиз? 31Әҗдатлиримиз чөлдә жүргәндә, «манна» дәп аталған нан йегән. Бу һәқтә Зәбурда: «У уларға асмандин чүширилгән нан тәғдим қилди», дейилгән. Сиз бизгә немә тәғдим қилмақчисиз? — дейишти. 32Бирақ һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, әҗдатлириңларға асмандин чүшкән нанни Муса пәйғәмбәр әмәс, бәлки Худа Атам бәргән. Мана һазирму силәргә асмандин чүшкән һәқиқий нанни Худа Атам бериватиду. 33Бу нан асмандин чүшкәндур вә пүтүн дунияға һаятлиқ бәргүчидур. 34— Тәхсир, һемишәм бизгә бундақ нан берип турғайсиз! — дейишти улар. 35Һәзрити Әйса мундақ деди: — Һаятлиқ беридиған нан Өзәмдурмән! Мениң йенимға кәлгәнләр һәргиз ач қалмайду. Маңа ишәнгәнләр һеч қачан уссимайду. 36Лекин силәргә ейтқинимдәк, силәр Мени көргән болсаңларму, Маңа ишәнмәйватисиләр. 37Худа Атам Маңа тапшурғанларниң һәммиси Мениң йенимға келиду. Мениң йенимға кәлгәнләрни һәргиз ташлавәтмәймән. 38Чүнки Мән Өз ирадәмни әмәс, Мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн асмандин чүштүм. 39Мени Әвәткүчиниң ирадиси болса, Униң Маңа тапшурғанлиридин бириниму йоқатмаслиғим, шундақла қиямәт күни уларниң һәммисини тирилдүрүп, мәңгүлүк һаятқа ериштүрүшүмдин ибарәт. 40Чүнки Мениң Атамниң ирадиси Оғлини, йәни Мени тонуған вә Маңа ишәнгәнләрниң һәммисини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүштур. Мән уларни қиямәт күни тирилдүрүп, мәңгүлүк һаятқа ериштүримән. 41Һәзрити Әйса: «Асмандин чүшкән нан Өзәмдурмән!» дегәнлиги үчүн, йәһудийлар Униңға нарази болуп, ғудуңшишқа башлиди. 42«Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: Асмандин чүштүм, дәләлисун?» дейишәтти улар. 43— Маңа ғудуңшимаңлар, — деди һәзрити Әйса, — 44Мени әвәткән Худа Атам Өзи кишиләрниң қәлбигә салмиса, улар Мениң йенимға келәлмәйду. Мениң йенимға кәлгән кишиләрни қиямәт күни тирилдүримән. 45Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида мундақ йезилған: «Уларниң һәммисигә Худа тәрипидин тәлим берилиду». Шуңа Атамниң тәлимини аңлиған вә Униңдин үгәнгән кишиләр Мениң йенимға келиду. 46Бу Атамни бир киши көргән дегәнлик әмәс. Атамни пәқәт Униң йенидин Кәлгүчи Мәнла көргән. 47Билип қоюңларки, Маңа ишәнгәнләр мәңгүлүк һаятқа аллиқачан еришкән болиду. 48Һаятлиқ беридиған «нан» Өзәмдурмән. 49Гәрчә әҗдатлириңлар чөлләрдә манна йегән болсиму, йәнила өлди. 50Лекин асмандин чүшкән шундақ бир «нан» барки, уни йегәнләр өлмәйду. 51Асмандин чүшкән «һаятлиқ беридиған нан» Өзәмдурмән. Кимду-ким бу «нандин» йесә, мәңгү яшайду. Бу «нан» Мениң тенимдур. Мән дуниядики инсанлар һәқиқий һаятқа егә болсун, дәп уни атимақчи. 52Бу сөз билән улар хапа болушуп: — Бу адәм бизниң йейишимизгә Өз тенини қандақ берәләйду? — дейишип талаш-тартиш қилишқа башлиди. 53Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, Инсан Оғлиниң тенини йемигичә вә қенини ичмигичә силәрдә мәңгүлүк һаят болмайду. 54Тенимни йегән вә қенимни ичкән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду. Мән у кишини қиямәт күни тирилдүримән. 55Чүнки теним һәқиқий йемәклик, қеним болса һәқиқий ичимликтур. 56Тенимни йегән вә қенимни ичкән киши Мәндә яшайду, Мәнму униңда яшаймән. 57Һаятлиқниң мәнбәси болған Атам Мени әвәтти. Мән Униң бар болғанлиғидин яшаймән. Шуниңға охшаш, Мениң тенимни йегән кишиму Мениң бар болғанлиғимдин яшайду. 58Мана бу асмандин чүшкән «нандур». Әҗдатлириңлар «манна» дәп аталған нанни йегән болсиму өлди, бирақ бу нанни йегәнләр болса, мәңгү яшайду! 59Һәзрити Әйса бу сөзләрни Кәпәрнаһум шәһиридики ибадәтханида тәлим бәргинидә ейтқан еди. 60Нурғун шагиртлар буни аңлиғанда: — Бу тәлимни һәзим қилиш бәк тәс екән, буни ким қобул қилалисун? — дейишти. 61Шагиртлириниң ғудуңшиғинини билгән һәзрити Әйса: — Сөзлирим чишиңларға тегиватамду? 62Мабада Инсан Оғлиниң әсли кәлгән җайи — асманға көтириливатқанлиғини көрсәңлар, немә дәйсиләр? 63Инсанға һаятлиқ Бәргүчи — Худаниң Роһидур. Бу иш инсанниң қолидин кәлмәйду. Силәргә ейтқан сөзлирим Худаниң Роһидин кәлгән болуп, у һаятлиқ тәғдим қилиду. 64Лекин араңларда ишәнмигәнләрму бар, — деди. (Чүнки һәзрити Әйса ишәнмигәнләрни вә Өзигә сатқунлуқ қилмақчи болған кишиниң ким екәнлигини бурундин биләтти.) 65— Мән силәргә дедимғу, Атам Маңа йеқинлаштурғанлардин башқа һеч ким Мениң йенимға келәлмәйду! — деди һәзрити Әйса йәнә қошумчә қилип. 66Буниң билән әгәшкүчилиридин хелә көпи чекинип чиқип, Униңға әгәшмәйдиған болди. 67Һәзрити Әйса он икки шагиртидин: — Силәрчу, силәрму Мәндин кәтмәкчиму? — дәп сориди. 68Симун Петрус мундақ җавап қайтурди: — Әй Рәббим, мәңгү һаятлиқ беридиған сөзләр пәқәт Сиздила турса! Биз кимниң йениға кетәттуқ? 69Ишинимиз вә билимизки, Сиз Худа әвәткән Муқәддәссиз! 70Һәзрити Әйса җававән: — Мән силәр он иккиңларни таллидим, бирақ араңларда бири шәйтанниң илкидидур, — деди. 71Һәзрити Әйса Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотни демәкчи еди, чүнки Йәһуда он икки шагиртниң бири болуп турсиму, кейин һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилатти. 7 Һәзрити Әйсаниң инилириниң Униңға қарши туруши 1Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә кезип жүрди. Йәһудий ақсақаллири Уни өлтүрүшни мәхсәт қилғанлиғи үчүн, У Йәһудийә өлкисидә турушни халиматти. 2Бу чағда йәһудийларниң «Кәпә тикиш» һейтиға аз қалған еди, 3шуңа һәзрити Әйсаниң инилири Униңға: — Һейттин бурун Йәһудийәгә бериң, әгәшкүчилириңизму карамәтлириңизни көрсун! 4Чүнки өзини тонутмақчи болған киши йошурун иш қилмайду. Бу ишларни қиливатқан екәнсиз, Өзиңизни инсанларға көрситиң, — дейишти. 5(Сәвәви инилириму Униңға ишәнмигән еди.) 6Һәзрити Әйса уларға: — Мениң вақит-саатим техи кәлмиди, лекин силәргә қачанла болса пурсәт бар. 7Бу дуниядики кишиләр силәрни һәргиз өч көрмәйду, лекин Мени өч көриду. Чүнки Мән уларниң қилмишлири яман, дәп гувалиқ бериватимән. 8Силәр һейтқа баривериңлар, Мән һазирчә бармаймән, чүнки Мениң вақит-саатим техи йетип кәлмиди, — деди. 9Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип, Җәлилийәдә қалди. «Кәпә тикиш» һейтида 10Һәзрити Әйсаниң инилири Йерусалимға һейт үчүн кәткәндин кейин, һәзрити Әйса Өзиму у йәргә барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди. 11Һейт-айәм күнлиридә йәһудий ақсақаллири Уни издәп, халайиқтин: «Әйсани көрдүңларму?» — дәп сорашти. 12Кишиләр арисида Униңға мунасивәтлик көп гәп-сөзләр еқип жүрди. Бәзиләр Уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, дәл әксичә хәлиқни аздуруватиду!» дейишти. 13Бирақ һеч ким Униң яхшилиғи тоғрилиқ ашкарә сөзлимәтти, чүнки йәһудий ақсақаллиридин қорқатти. 14Һейтниң йерими өткәндә, һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, хәлиққә тәлим беришкә башлиди. 15Йәһудий ақсақаллири: — Бу Адәм һеч қандақ тәлим алмиған туруп, униң қандақму мунчә көп билими болсун? — дәп аң-таң қелишти. 16Һәзрити Әйса уларға: — Бу тәлимләр Мениң әмәс, бәлки Мени Әвәткүчи Худаниңкидур. 17Худаға чин дилидин бойсунушни халайдиған киши бу тәлимләрниң Худадин кәлгәнлигини яки Өзлүгүмдин ейтиватқанлиғимни биләләйду. 18Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ сөзләйду. Ундақ кишидә һәқсизлик йоқтур. 19Муса пәйғәмбәр силәргә Тәврат қанунини өзи йәткүзгән, шундаққу?! Лекин һеч қайсиңлар бу қанунға әмәл қилмидиңлар! Ейтиңларчу, немишкә Мени өлтүрмәкчи болисиләр? — деди. 20Көпчилик: — Сизгә җин тегипту! Сизни өлтүрмәкчи болған ким екән? — дейишти. 21— Мән дәм елиш күнидә бир мөҗүзә яритип қойсам, һәммиңлар аң-таң қелиштиңлар, — деди һәзрити Әйса, 22— бирақ силәрму Муса пәйғәмбәрниң бала туғулуп, сәккизинчи күни хәтнисини қилиш керәк дегән буйруғини ада қилимиз дәп, дәм елиш күни болсиму, балиларниң хәтнисини қиливерисиләр. Әмәлиятта хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, әҗдадиңлар Ибраһимдин қалған. 23Тәврат қануни бузулмисун дейилип туруп, дәм елиш күни хәтнә қилинидую, бундақ күндә бир адәмни сақайтсам, немә үчүн Маңа аччиқлинисиләр? 24Тәкшүрмәй туруп һөкүм қилмаңлар, һөкүмүңлар адил болсун! Һәзрити Әйса Қутқазғучиму? 25Йерусалимлиқларниң бәзилири: — Ақсақаллар өлтүрмәкчи болған Адәм бу әмәсмиди? 26Ашкарә сөзләватсиму, Униңға қарши һеч нәрсә демәйватқинини! Ақсақаллар Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә һәқиқәтән көзлири йәттиму? 27Һалбуки, Мәсиһ кәлгәндә, Униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким биләлмәйдиғу. Бирақ бу Адәмниң болса қәйәрдин кәлгәнлигини ениқ билимиз, — дейишти. 28У чағда мәркизий ибадәтханиниң бир һойлисида тәлим бериватқан һәзрити Әйса жуқури аваз билән мундақ деди: — Силәр Мени тонуймиз һәм Мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, дәп қарайсиләр, шундақму?! Бирақ Мән Өзлүгүмдин әмәс, Мән вәкиллик қилғучиниң әвәтиши билән кәлдим. У һәқтур, бирақ силәр Уни тонумайсиләр. 29Мән Уни тонуймән. Чүнки Мән Униң йенидин кәлдим, Мени У әвәтти. 30Шуниң билән бәзиләр һәзрити Әйсани тутмақчи болушти, лекин Униңға қол салидиған адәм чиқмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди. 31Халайиқ арисидики нурғун кишиләрму Униңға ишәнди. Улар: «Мәсиһ қандақму Униңдин көп мөҗүзә яритар?!» — дейишти. Һәзрити Әйсани тутуш үчүн қаравулларниң әвәтилиши 32Пәрисийләр хәлиқ ичидә һәзрити Әйса һәққидики ейтилип жүргән гәп-сөзләрни аңлап, алий роһанийлар билән мәслиһәтлишип, һәзрити Әйсани тутуш үчүн ибадәтхана қаравуллирини әвәтти. 33Һәзрити Әйса: — Йәнә бир аз вақит силәр билән биллә болимән, кейин Мени Әвәткүчиниң йениға кетимән. 34Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр, — деди. 35Буниң билән йәһудий ақсақаллири бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә кетәр? Чәт әлдә туруватқан йәһудий мусапирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду? 36«Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр», дегини немисиду? — дейишти. Һаятлиқ сүйи 37Һейтниң ахирқи һәм әң тәнтәнилик күни һәзрити Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән мундақ җакалиди: — Кимду-ким уссиса, Мениң йенимға келип ичсун!* 38Чүнки Муқәддәс Язмиларда Маңа ишәнгәнләр һәққидә: «Уларниң көңлидин һаятлиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду!» дәп йезилған. 39У бу сөзни Өзигә ишәнгәнләргә ата қилинидиған Худаниң Муқәддәс Роһиға қарита ейтқан еди. Худаниң Роһи техи һеч кимгә чүшмигән еди, чүнки һәзрити Әйса техи Атисиниң асмандики шан-шәривигә кирмигән еди. Хәлиқниң бөлүнүп кетиши 40Хәлиқ ичидә бәзи кишиләр бу сөзләрни аңлап: — Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр һәқиқәтән У екән! — дейишти. 41Бәзиләр: «Бу Қутқазғучи-Мәсиһ!» — дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Ундақ әмәсту! Мәсиһ Җәлилийәдин кәлмәттиғу? 42Муқәддәс Язмиларда Мәсиһниң падиша Давутниң әвладидин һәм падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисидин келиши һәққидә дейилмигәнмиди?» дейишти. 43Буниң билән халайиқ һәзрити Әйсаниң сәвәвидин иккигә бөлүнүп кәтти. 44Бәзилири Уни тутушни ойлиған болсиму, һеч ким Униңға қол салмиди. Йәһудий ақсақаллириниң ишәнмәслиги 45Ибадәтхана қаравуллири ибадәтханидин қайтип кәлгәндә, алий роһанийлар билән пәрисийләр: — Немә үчүн Уни тутуп кәлмидиңлар? — дәп сорашти. 46Ибадәтхана қаравуллири: — Һеч ким һеч қачан бу Адәмдәк сөзлигән әмәс! — дәп җавап беришти. 47Пәрисийләр: — Силәрму аздурулмиғансиләр? 48Ақсақаллардин яки пәрисийләрдин Униңға ишәнгәнләр барму немә? 49Униңға ишәнгән груһниң Муқәддәс Язмилардин хәвири йоқ, шуңа у хәқни Худа уриду! — дейишти. 50Уларниң арисидин бири, йәни бурун бир ахшими һәзрити Әйсаниң алдиға кәлгән Никодим уларға: 51— Тәврат қанунимизда бир адәмниң өз иқрарини аңлимай вә қилмишлирини билмәй туруп, униң үстидин һөкүм чиқиришқа болмайду, дәп йезилған, — деди. 52— Һәҗәва, сәнму җәлилийәликму немә? — дейишти ақсақаллар, — Муқәддәс Язмиларни оқусаң, Җәлилийәдин пәйғәмбәр чиқмайдиғанлиғини биләләйсән! { 53Буниң билән көпчилик өйлиригә қайтишти. *37. Һәзрити Әйса бу сөзләрни һейтниң ахирқи күни, йәни дәл Худаниң исраил хәлқи чөлдики вақтида Муса пәйғәмбәр арқилиқ уларни су билән тәминлигән мөҗүзисиниң әслитилидиған күни дегән.
8 Нека садиқлиғини бузған аял 1Һәзрити Әйса Зәйтун теғиға чиқип кәтти. 2Әтиси сәһәрдә У йәнә мәркизий ибадәтхана һойлилириға кәлди. Пүтүн җамаәт Униң йениға келивалған еди. У олтирип, уларға тәлим беришкә башлиди. 3Шу чағда бәзи Тәврат устазлири билән пәрисийләр нека садиқлиғини бузуп тутулуп қалған бир аялни Униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип, 4һәзрити Әйсадин: — Устаз, бу аял нека садиқлиғини бузуш үстидә тутувелинди. 5Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида нека садиқлиғини бузған аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни буйруған. Сизчә қандақ қилиш керәк? — дәп сорашти. 6Уларниң бундақ дейиштики ғәризи, һәзрити Әйсани алдам халтиға чүширип, Уни гунакар дәп әйипләшкә банә издәш еди. Бирақ һәзрити Әйса иңишип, қоли билән йәргә бир немиләрни язғили турди. 7Улар шу соални соравәрди, шуңа һәзрити Әйса руслинип, уларға: — Араңлардики гунасиз киши бу аялға биринчи ташни атсун! — деди. 8Андин йәнә иңишип, йәргә йезишни давамлаштурди. 9Улар бу сөзләрни аңлап, алди билән чоңлири, андин кейин башқилири бириниң кәйнидин бири у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида һәзрити Әйса алдида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди. 10Һәзрити Әйса руслинип туруп, униңға: — Ханим, сизниң үстиңиздин шикайәт қилғанлар қени? Сизни сораққа тартидиған адәм чиқмидиму? — дәп сориди. 11— Чиқмиди, һәзрәтлири, — деди аял. Һәзрити Әйса: — Мәнму сизни сорақ қилмаймән. Қайтиң, буниңдин кейин гуна қилмаң, — деди.} Һәзрити Әйса дунияниң нури 12Һәзрити Әйса йәнә көпчиликкә мундақ деди: — Дунияниң нури Өзәмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта қалмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду. 13Пәрисийләр: — Сән Өзәңгә Өзәң гувалиқ бериватисән. Шуңа Сениң гәплириңгә ишәнгили болмайду, — дейишти. 14Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Мән Өзәмгә гувалиқ берип сөзлисәмму, сөзлирим һәқтур, чүнки Мән Өзәмниң қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә кетидиғанлиғимни билимән, лекин силәр буни билмәйсиләр. 15Силәр инсанларниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр, бирақ Мән һеч кимгә һөкүм қилмаймән. 16Һөкүм қилип қалсамму, һөкүмүм тоғра болатти, чүнки һөкүм қилғанда Мән ялғуз әмәс, бәлки Мени әвәткүчи Атам Мән билән биллидур. 17Силәр риайә қилидиған Тәврат қанунида: «Икки гувачиниң сөзи охшаш чиқса, уларниң сөзлири тоғра», дәп йезилған. 18Мән Өзәм үчүн Өзәм гувалиқ беримән, Мени әвәткән Атамму Мән үчүн гувачидур. 19— Атаң қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Силәр йә Мени тонумайсиләр, йә Атамни. Мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонаттиңлар, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. 20Һәзрити Әйса бу тәлимләрни мәркизий ибадәтханидики сәдиқә топлинидиған йәрдә ейтқан еди. Бирақ һеч ким Уни тутмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди. Һәзрити Әйсаниң ишәнмигәнләрни агаһландуруши 21Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Мән бу йәрдин кетимән, силәр Мени издәйсиләр, бирақ тапалмайсиләр. Шундақла гуналириңлар кәчүрүм қилинмайла өлисиләр. Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр, — деди. 22Буниң билән йәһудий ақсақаллири: — У: «Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр», дәйду. Бу Өзәмни өлтүрүвалимән дегәнлигимиду? — дейишти. 23Һәзрити Әйса уларға: — Силәр бу йәрлик болуп, бу дунияға тәвә. Мән болсам асмандин кәлгән болуп, бу дунияға тәвә әмәс. 24Шуниң үчүн силәргә: «Гуналириңлар кәчүрүм қилинмай өлисиләр», дедим. Чүнки силәр Мениң «Мәңгү Бар Болғучи»* екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар кәчүрүм қилинмай өлисиләр, — деди. 25— Сән зади Ким? — дәп сорашти улар. — Баштин тартип силәргә немә дегән болсам, Мән шу. 26Әсли Мениң силәрни сораққа тартидиған нурғун сөзлирим бар еди. Шундақ болсиму, Мени Әвәткүчидин аңлиғанлиримнила инсанларға уқтуруватимән, чүнки У һәқтур, — деди һәзрити Әйса. 27Улар һәзрити Әйсаниң өзлиригә ейтқанлириниң Атиси Худа тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди. 28Шуңа һәзрити Әйса мундақ деди: — Силәр Инсан Оғлини чапрас яғачқа* миқлап тиклигәндин кейин, Униң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигини билисиләр. Шундақла һеч ишни Өзлүгүмдин қилмиғанлиғимни вә пәқәт Атамниң үгәткининила сөзлигәнлигимниму билисиләр. 29Мени Әвәткүчи Мән билән биллидур, У Мени һәргиз ялғуз қоймиди, чүнки Мән һемишәм Уни хуш қилидиған ишларни қилимән. 30Һәзрити Әйса бу сөзләрни қиливатқан чағниң өзидә нурғун кишиләр Униңға ишәнди. Һәқиқий әркинликкә ериштурғучи 31Һәзрити Әйса Өзигә ишәнгән йәһудийларға: — Әгәр Мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар, Мениң һәқиқий шагиртлирим болисиләр. 32Һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни әркинликкә ериштүриду, — деди. 33— Биз Ибраһимниң әвлатлиримиз, — дәп җавап беришти улар, — һеч кимгә һеч қачан қул болмидуқ. Сизниң: «Һәқиқәт силәрни әркинликкә ериштүриду», дегиниңизниң мәнаси зади немә? 34— Билип қоюңларки, гуна қилған киши гунаниң қулидур, — деди һәзрити Әйса уларға, 35— қул аилиниң мәңгүлүк әзаси болалмайду. Оғул болса, шу аилиниң мәңгүлүк әзасидур. 36Шуниң үчүн Худа Оғли силәрни әркин қилса, һәқиқий әркин болисиләр. 37Силәрниң Ибраһимниң әвлади екәнлигиңларни билимән, бирақ Мени өлтүрмәкчи болуватисиләр, чүнки Мениң тәлимим силәрниң қәлбиңларда орун алмиди. 38Мән Атамниң йенида көргәнлиримни силәргә ейтиватимән. Силәр өз атаңлардин аңлиғанлириңларни қиливатисиләр! 39— Бизниң атимиз әҗдадимиз Ибраһим, — дәп җавап қайтурушти улар. — Ибраһимниң пәрзәнтлири болсаңлар, Ибраһимниң яхши әмәллирини қилған болаттиңлар. 40Бирақ һазир әксичә Мени, йәни Худадин аңлиған һәқиқәтни силәргә йәткүзгән Кишини өлтүрмәкчи болуватисиләр. Әҗдадиңлар Ибраһим һәргиз ундақ ишни қилмиған. 41Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр! — деди һәзрити Әйса. — Биз һарамдин болмидуқ. Бизниң пәқәт бирла Атимиз бар, У болса Худадур! — дейишти улар. 42— Атаңлар Худа болған болса, Мени сөйгән болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — чүнки Мән Худаниң йенидин кәлдим, шуниң үчүн бу йәрдимән. Өзлүгүмдин кәлгән әмәсмән, бәлки У тәрипидин әвәтилгәнмән. 43Сөзлиримни немишкә чүшәнмәйсиләр? Ениқки, Мениң тәлимим қулиғиңларға яқмайватиду. 44Атаңлар шәйтан болғачқа, силәрму униң һәвәслири бойичә иш қилисиләр. У әзәлдин қатил һәм һәқиқәттә турмайду, чүнки униңда һәқиқәт йоқтур. Ялған сөзләш униң тәбиий хусусийити, чүнки у ялғанчи вә ялғанчилиқниң атисидур. 45Мән болсам һәқиқәтни сөзләймән, шуңа Маңа ишәнмәйсиләр. 46Қайсиңлар Мениң гунайим бар екәнлигини испатлап берәләйсиләр, қени? Һәқиқәтни сөзлисәм немә үчүн Маңа ишәнмәйсиләр? 47Худаниң пәрзәнтлири Худаниң сөзлирини аңлайду, силәр Худаниң пәрзәнтлири болмиғанлиғиңлар үчүн, Униң сөзлирини аңлимайсиләр. 48Йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсаға җававән: — Һәҗәва, бизниң Сени: «Самарийәлик* һәм җин чаплашқан адәмсән», дегән сөзимиз тоғра әмәсму? — дейишти. 49— Маңа җин чаплашқини йоқ, — деди һәзрити Әйса, — Мән Атамни һөрмәт қилимән, лекин силәр Маңа һөрмәтсизлик қиливатисиләр. 50Мениң Өзәмни улуқлиғим йоқ, лекин Мениң улуқ болушумни халайдиған Бири бар. Униң һөкүми адилдур. 51Билип қоюңларки, Мениң тәлимим бойичә яшиған киши мәңгү өлмәйду. 52Улар һәзрити Әйсаға: — Саңа җин чаплашқанлиғини әнди ениқ билдуқ, — дейишти — һәтта әҗдадимиз Ибраһим вә башқа пәйғәмбәрләрму өлгән турса, сән қандақчә: «Тәлимим бойичә яшайдиған киши мәңгү өлмәйду!» дәләләйсән? 53Һәҗәва, Сән аләмдин өткән атимиз Ибраһимдин вә вапат болған башқа пәйғәмбәрләрдинму үстүн турамсән? Сән Өзәңни зади қандақ адәм дәп һесаплайсән? 54Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Әгәр Мән Өзәмни Өзәм улуқлисам, Мениң улуқлуғум бекар болатти. Бирақ Мени Улуқлиғучи — силәр «Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур. 55Силәр Уни тонуп йетәлмидиңлар, лекин Мән Уни тонуймән. Уни тонумаймән десәм, силәрдәк ялғанчи болған болимән, бирақ Мән Уни тонуймән вә Униң сөзи бойичә иш көримән. 56Атаңлар Ибраһим Мениң келишимгә интизар болған һәм кәлгәнлигимни алдин-ала көрүп, интайин хошал болған. 57— Сән техи әллик яшқа кирмигән туруп, әҗдадимиз Ибраһимниму көрдүңму? — дейишти улар. 58Һәзрити Әйса уларға: — Билип қоюңларки, Мән Ибраһим туғулмастинла бар едим! — деди. 59Буниң билән улар йәрдин таш елип, һәзрити Әйсани чалма-кесәк қилмақчи болушти, лекин У Өзини далдиға елип, мәркизий ибадәтханидин чиқип кәтти. *24. «Мәңгү Бар Болғучи» — бу Худаниң Муса пәйғәмбәргә ашкарилиған нами болуп (Чиқиш 3:14), һәзрити Әйсаму бу намни Өзигә қолланған. *28. Чапрас яғач — римлиқларниң бирәр җинайәт қилған адәмни миқлап өлтүрүш үчүн қоллинидиған қошуш бәлгүсидә уланған икки яғачтин ибарәт болған җазалаш түврүги. *48. Самарийәликләр — йәһудийлар көзгә илмайдиған бир хәлиқ болуп, уларниң көз қаришичә самарийәликләр Худаниң сөзини бурмилиған вә җин тәккәнләрдур.
9 Һәзрити Әйсаниң туғма қарғуни сақайтиши 1Һәзрити Әйса йолда кетиветип, туғма қарғу бир адәмни көрди. 2Шагиртлири һәзрити Әйсадин: — Устаз, бу адәмниң туғма қарғу болуши кимниң гуна қилғанлиғидин болған? Өзиниңму яки ата-анисиниңму? — дәп сорашти. 3Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Өзи яки ата-анисиниң гуна қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз қудритини униң һаятида аян қилмақчи болғанлиғидиндур. 4Күнниң йоруқ вақтида Мени Әвәткүчиниң бизгә тапшурған вәзиписини ада қилишимиз керәк. Кәч кирип қараңғу чүшүп кәтсә, һеч ким иш қилалмайду. 5Дунияда болған мәзгилимдә дунияниң нури Өзәмдурмән. 6Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, йәргә түкүрүп, түкүрүк билән лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүркәп қойди 7вә униңға: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», деди. («Силоһа» ибранийчә сөз болуп, «әвәтилгүчи» дегән мәнани бериду.) Һелиқи адәм һәзрити Әйсаниң дегини бойичә қилди вә көзлири ечилған һалда қайтти. 8Хошнилири вә тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр: — Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишти. 9Бәзиләр: «Һә-ә, шу» — десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у әмәс, амма униңға охшайдикән», дейишти. Бирақ у өзи: — Мән дәл шу киши болимән! — деди. 10— Ундақта, көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар. 11У мундақ җавап бәрди: — Әйса дегән бир Киши түкүрүгидин лай қилип, көзлиримгә сүркәп қоюп, маңа: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», дегән еди. Мән у йәргә берип жуйсам, көзлирим ечилип кәтти. 12— У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Билмәймән, — деди у. Пәрисийләрниң вақиәни сүрүштүрүши 13Халайиқ илгири қарғу болған бу адәмни пәрисийләрниң йениға елип беришти. 14Һәзрити Әйса лай қилип, бу адәмниң көзлирини сақайтқан күн — дәл дәм елиш күни еди. 15Пәрисийләр бу адәмдин көзлириниң қандақ ечилғанлиғини сориведи, у: «У көзлиримгә лай сүркәп қойди, андин көзүмни жуйдум. Һазир мана көрәләйдиған болдум!» деди. 16Шуниң билән пәрисийләрдин бәзилири: — У Адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки У дәм елиш күни иш қилмаслиқ әмригә хилаплиқ қилди, — дейишти. Йәнә бәзилири: — Гунакар болса, қандақларчә бундақ мөҗүзиләрни яриталайду? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди. 17Улар қарғу адәмдин йәнә: — Көзлириңни ачқан бу адәм сениңчә қандақ адәмду? — дәп сорашти. — У бир пәйғәмбәр, — деди һелиқи адәм. 18Йәһудий ақсақаллири көзлири ечилған адәмниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қарғу екәнлигигә вә һазир көзлириниң ечилғанлиғиға ишәнмәтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип, 19улардин: — Туғма қарғу дегән оғлуңлар мошуму? Һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалди? — дәп сорашти. 20— Униң бизниң оғлумиз екәнлиги вә туғулушидинла қарғу екәнлиги раст, 21лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанлиғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. Уни өзәңлар сораңлар, у чоң адәм турса, өз ишини өзи сөзләп бәрсун, — дәп җавап бәрди униң ата-аниси. 22Улар йәһудий ақсақаллиридин қорққанлиғи үчүн шундақ дейишти, чүнки йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсани Қутқазғучи-Мәсиһ, дәп етирап қилғанларни ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқиришни қарар қилған еди. 23Шуниң үчүн һелиқи адәмниң ата-аниси: «У чоң адәм турса, өзидин сораңлар», дегән еди. 24Пәрисийләр илгири қарғу болған у адәмни йәнә чақирип: — Худа алдида қәсәм қил! Биз бу Адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти. 25У мундақ җавап бәрди: — Униң гунакар яки гунакар әмәслигини билмәймән. Мән пәқәт бирла нәрсини билимән, у болсиму қарғу едим, һазир көрәләйдиған болдум. 26Бу чағда улар: — У саңа немә чарә қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти. 27У җававән: — Силәргә ейтсам, қулақ салмидиңлар. Йәнә қандақларчә аңлимақчи болуп қалдиңлар? Силәрму Униң шагиртлири болмақчиму немә?! — деди. 28Буниң билән улар уни һақарәтләп: — Сән У әбләхниң шагирти! Биз болсақ Муса пәйғәмбәрниң шагиртлири. 29Худаниң Муса пәйғәмбәргә сөзлигәнлигини билимиз. Бу әбләхниң болса, әң қисқиси, қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти. 30Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! У көзлиримни ачти. Шундақтиму силәр Униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмидиңлар. 31Биз билимизки, Худа гунакарларниң тилигини аңлимайду, бәлки Өзигә ибадәт қилған вә ирадисини ишқа ашурғанларниңкини аңлайду. 32Дуния яритилғандин бери бирәр кишиниң туғма қарғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәсмиз. 33Бу Адәм Худа тәрипидин әвәтилмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти. 34Улар уни: — Сән гуна ичидә туғулған туруп, әнди бизгә тәлим бәрмәкчимусән? — дейишип, ибадәтханидин қоғлап чиқиришти. Роһий қарғулуқ 35Һәзрити Әйса уларниң һелиқи адәмни ибадәтханидин қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип: — Сән Инсан Оғлиға ишинәмсән? — дәп сориди. 36— Һәзрәтлири, У Ким? Ейтип бәргәйсиз, Униңға ишинәй, — деди һелиқи адәм. 37— Уни көрүп турупсән, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң Өзи, — деди һәзрити Әйса униңға. 38Һелиқи адәм: — Әй Рәббим, Саңа ишәндим! — дәп һәзрити Әйсаға сәҗдә қилди. 39— Дуниядики адәмләр үстидин һөкүм чиқарғили кәлдим, корларни көридиған қилиш, көримән дәйдиғанларға уларниң кор екәнлигини көрситиш үчүн кәлдим, — деди һәзрити Әйса. 40Униң йенидики бәзи пәрисийләр бу сөзләрни аңлап: — Бу бизниму кор дәп қариғанлиқ әмәсту? — дәп сорашти. 41— Кор болған болсаңлар, гунакар болмиған болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — лекин һазир «көрүватимиз» дегәнлигиңлар үчүн гунакарсиләр. 10 Һәзрити Әйса — «Яхши Қойчидур» 1Һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — Билип қоюңларки, қой қорасиға ишиктин кирмәй, темиға ямишип киргән киши оғри вә қарақчидур. 2Ишиктин киридиған киши болса, шу қойларниң қойчисидур. 3Күзәтчи ишикни қойчиға ечип бериду. Қойлар қойчиниң авазини тонуйду, уму өз қойлириниң исимлирини чақирип, уларни сиртқа елип чиқиду. 4Қойчи қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, өзи уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду, чүнки униң авазини тонуйду. 5Ят бириниң кәйнидин маңмайду, әксичә униңдин қачиду, чүнки ятларниң авазини тонумайду. 6Әтрапидикиләр һәзрити Әйсаниң бу тәмсилни сөзләш арқилиқ өзлиригә немә демәкчи болғанлиғини чүшәнмиди. 7Шуңа һәзрити Әйса чүшәндүрүп, мундақ деди: — Билип қоюңларки, қойлар киридиған ишик Өзәмдурмән. 8Мәндин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур,* лекин қойлар уларға бой бәрмиди. 9Ишик Өзәмдурмән, Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип жүрүп, яп-йешил от-чөпләрни тепип йәләләйду. 10Оғри болса, оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду. Мән болсам адәмләр һаятлиққа еришсун вә у һаятлиқ мол болсун, дәп кәлдим. 11Яхши Қойчи Өзәмдурмән. Яхши қойчиниң қойлири үчүн җени пидадур. 12Ялланған қойчи ундақ қилмайду. У қойларниң ғоҗайини һәм қойчиси болмиғанлиғи үчүн, бөриниң кәлгәнлигини көрсә, қойларни ташлап қачиду. Шуниң билән бөрә қойларни тутувелип, тери-перәң қиливетиду. 13Ялланған қойчи немишкә қачиду? Чүнки у қойларниң егиси әмәс, шуңлашқа уларға көңүл бөлмәйду. 14-15Яхши қойчи Өзәмдурмән. Атам Мени вә Мән Атамни — Биз бир-биримизни тонуйдиғинимиздәк, Мән Өз қойлиримни тонуймән, уларму Мени тонуйду. Қойлирим үчүн җеним пида. 16Бу қорадин болмиған башқа қойлиримму бар, уларниму чақиришим керәк, уларму авазимни аңлайду. Һәммә қойлар бир пада болушуп, бир қойчиға әгишиду. 17Атам Мени сөйиду. Чүнки Мән Өзәмни қурван қилғандин кейин тирилишим үчүн, җенимни пида қилишни халаймән. 18Җенимни һеч ким алалмайду, Мән уни Өз ихтиярим билән пида қилимән. Мән уни беришкә вә қайтурувелишқа һоқуқлуқ. Атам Маңа шундақ қилишни буйруған. 19Бу сөзләр түпәйлидин йәһудийлар арисида йәнә бөлүнүш чиқти. 20Бир мунчә кишиләр: — Униңға җин тегипту, сараң болуп қапту, немә үчүн Униң сөзигә қулақ салғидәкмиз? — дейишәтти. 21Йәнә бәзиләр болса: — Җин тәккән адәмниң сөзлири бундақ болмайду. Җин тәккән адәм қандақму қарғуларниң көзлирини ачалисун?! — дейишти. Һәзрити Әйсаниң рәт қилиниши 22Қиш пәсли болуп, Йерусалимда мәркизий ибадәтханиниң қайта ечилғанлиғини хатириләйдиған мәйрәм өткүзүлүвататти. 23Һәзрити Әйса ибадәтханидики «Сулайман падишаниң пешайвини» дегән йәрдә айлинип жүрәтти. 24Хәқләр Униң әтрапиға олишивелип: — Бизни йәнә қачанғичә гуманда қалдурисән? Әгәр Қутқазғучи-Мәсиһ болсаң, бизгә очуғини ейт, — дейишти. 25Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Мән силәргә ейтқан, лекин силәр Маңа ишәнмидиңлар. Атамниң нами билән қилған ишлирим Мениң Ким екәнлигимгә гувалиқ бериду. 26Бирақ силәр ишәнмидиңлар, чүнки Мениң қойлиримдин әмәссиләр. 27Мениң қойлирим гепимни аңлайду. Мән уларни тонуймән. Улар Маңа әгишиду. 28Уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән. Улар әсла һалак болмайду вә уларни һеч ким қолумдин тартивалалмайду. 29Уларни Маңа тәғдим қилған Атам һәммидин үстүндур. Уларни Атамниң қолидин тартивелишқа һеч кимниң күчи йәтмәйду. 30Атам иккимиз әслидә бирмиз. 31Буниң билән йәһудийлар йәнә Уни чалма-кесәк қилиш үчүн йәрдин таш елишти. 32— Атам Маңа буйруған нурғун яхши ишларни алдиңларда көрсәттим. Бу ишларниң қайсиси үчүн Мени чалма-кесәк қилмақчисиләр? — деди һәзрити Әйса уларға. 33— Сени яхши ишлириң үчүн әмәс, күпүрлүк қилғанлиғиң үчүн чалма-кесәк қилимиз. Чүнки Сән адәм туруп, Өзәңни Худа қилип көрсәттиң! — дәп җавап қайтурушти халайиқ. 34Һәзрити Әйса мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң бурунқи замандики йәһудий йетәкчиләргә: «Силәр илаһлар» дегини йезилған әмәсму? 35Муқәддәс Язмиларда ейтилғини мәңгү өзгәрмәйдудә! Худа Өзиниң сөзлирини йәткүзгәнләрни: «илаһлар» дәп атиғанғу! 36Әнди Маңа кәлсәк, Атам Мени таллап паний дунияға әвәтти. Шундақ туруп, немә үчүн «Худа Оғлимән» десәм, Мени «күпүрлүк қилдиң» дәйсиләр? 37Әгәр Атам буйруған ишларни қилмисам, Маңа ишәнмәңлар. 38Лекин қилсам, сөзлиримгә ишәнмигән һаләттиму, қилғанлиримни көрүп, уларниң һәқлиғигә ишиниңлар. Буниң билән Атамниң Мәндә екәнлигини, Мениңму Атамда екәнлигимни һәқ дәп билип йетисиләр. 39Буниң билән улар йәнә Уни тутмақчи болди, бирақ һәзрити Әйса Өзини улардин қачуруп қутулди. 40Андин Иордан дәриясиниң у қетиға, йәни бурун Йәһия пәйғәмбәр адәмләрни чөмүлдүргән йәргә кетип, у йәрдә турди. 41Нурғун кишиләр Униң йениға кәлди. Улар: — Йәһия пәйғәмбәр һеч бир мөҗүзә көрсәтмигән, лекин бу Адәм тоғрисида ейтқанлириниң һәммиси тоғра чиқти! — дейишти. 42Шундақ қилип, нурғунлиған кишиләр бу йәрдә һәзрити Әйсаға ишәнди. *8. Бу йәрдә көздә тутулғини пәрисийләр вә йәһудий ақсақаллири болуп, Тәвратта тилға елинған пәйғәмбәрләр көздә тутулмиған.
11 Лазарниң өлүми 1-2Лазар исимлиқ бир адәм кесәл болуп қалған еди. У һәдилири Мәрийәм вә Марта билән Йәһудийә өлкисидики Бәйтания йезисида туратти. Мәрийәм болса, һәзрити Әйсаниң путлириға хуш пурақлиқ яғ сүркәп, чачлири билән уларни сүртүп қурутқан аял еди. 3Лазарниң һәдилири һәзрити Әйсаға: «Әй Рәббимиз, Сиз яхши көридиған достуңиз кесәл болуп қалди», — дәп хәвәр беришти. 4Һәзрити Әйса буни аңлап: — Бу кесәллик Лазарниң өлүми билән аяқлашмайду. Әксичә бу арқилиқ Худа Оғлиниң улуқлуғи аян болуп, халайиқ Худаға мәдһийә ейтиду, — деди. 5Һәзрити Әйса Марта, Мәрийәм вә Лазарни бәк яхши көрәтти. 6Гәрчә У Лазарниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, Өзи туруватқан йәрдә йәнә икки күн турди. 7Андин кейин шагиртлириға: — Йәһудийәгә қайта барайли, — деди. 8Шагиртлири Униңға: — Устаз, йеқиндила у йәрдики хәқләр Сизни чалма-кесәк қилмақчи болған турса, йәнә у йәргә қайта барамсиз? — дейишти. 9Һәзрити Әйса мундақ деди: — Күндүз он икки саат әмәсму? Күндүзи йол маңған жиқилмас, чүнки у бу дунияниң йоруғини көриду. 10Лекин кечиси йол маңған жиқилар, чүнки униңда йоруқлуқ йоқтур. 11Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин: — Достумиз Лазар ухлап қалди, Мән уни ойғатқили баримән, — дәп қошуп қойди. 12Шагиртлар: — Ухлиған болса яхши болуп қалиду, әй Рәббимиз, — деди. 13Һәзрити Әйса Лазарниң өлүмини демәкчи еди, лекин улар адәттики уйқини дәватиду, дәп ойлашти. 14Шуниң билән һәзрити Әйса уларға очуғини ейтип: — Лазар аләмдин өтти демәкчимән. 15Силәрни дәп, униң қешида болмиғанлиғимға хошалмән, чүнки бу силәрниң ишәнчиңларниң күчәйтилиши үчүн йәнә бир пурсәт яритип бәрди. Әнди у бар йәргә барайли, — деди. 16«Қош гезәк» дәп атилидиған Томас башқа шагиртларға: — Бизму Униң билән биллә барайли һәм Униң билән биллә өләйли, — деди. Һәзрити Әйсаниң Лазарни тирилдүрүши 17Һәзрити Әйса шагиртлири билән Бәйтанияға барғанда, Лазарниң йәрликкә қоюлғиниға төрт күн болғанлиғидин хәвәр тапти. 18Бәйтания Йерусалимдин үч чақирим жирақлиқта еди. 19Нурғун йәһудийлар Марта билән Мәрийәмниң инисиниң өлүмигә тәсәлла бериш үчүн уларниң йениға кәлгән еди. 20Марта һәзрити Әйсаниң келиватқанлиғидин хәвәр тепип, Униң алдиға чиқти. Мәрийәм болса өйдә қалди. 21— Әй Рәббим, — деди Марта һәзрити Әйсаға, — бу йәрдә болған болсиңиз, иним өлмәс еди. 22Һелиму, Худадин немә тилисиңиз, Униң Сизгә шуни беридиғанлиғини билимән. 23— Иниңиз тирилиду, — деди һәзрити Әйса. 24Марта: — Қиямәт күни униң җәзмән тирилидиғанлиғини билимән, — деди. 25— Инсанларни өлүмдин тирилдүргүчи вә һаятлиқ бәргүчи Өзәмдурмән, — деди һәзрити Әйса униңға, — Маңа ишәнгән киши өлсиму, йәнә һаят болиду. 26Маңа ишинип, мәңгүлүк һаятқа еришкәнләр әсла өлмәйду, буниңға ишинәмсиз? 27— Ишинимән, Рәббим, — деди Марта, — Сизниң инсанлар арисиға келишкә тайинланған Қутқазғучи-Мәсиһ, Худа Оғли екәнлигиңизгә ишинимән. 28Марта буни дәп болғандин кейин, қайтип сиңлиси Мәрийәмни астағина чақирип: — Устазимиз келип болди. Сени чақириватиду, — деди. 29Мәрийәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, һәзрити Әйса билән көрүшкили маңди. 30У пәйттә һәзрити Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта алдиға чиққан йәрдә еди. 31Өйдә Мәрийәмгә тәсәлла бериватқан халайиқ Мәрийәмниң бирдинла орнидин туруп, сиртқа чиқип кәткәнлигини көрүшти вә уни қәбирстанлиққа жиға-зар қилғили маңди, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти. 32Бирақ Мәрийәм һәзрити Әйса бар йәргә барди вә Уни көрүп, айиғиға жиқилип: — Әй Рәббим, бу йәрдә болған болсиңиз иним өлмәс еди! — деди. 33Мәрийәмниң вә униң билән биллә кәлгән халайиқниң жиға-зар қилишқинини көргән һәзрити Әйса ғәзәплинип,* көңли қаттиқ азаплинишқа башлиди вә: 34— Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди. — Әй Рәббимиз, келип көрүң, — дейишти улар. 35Һәзрити Әйса көз йеши қилди. 36Хәқләр: — Қараңлар, У Лазарни немә дегән яхши көргән! — дейишти. 37Уларниң ичидә бәзилири: — Қарғуниң көзини ачқан Киши Лазарниң һаятини өлүмдин сақлап қалалматтиму? — дейишти. 38Һәзрити Әйса ичидә йәнә ғәзәплинип, йәрликниң алдиға барди. Йәрлик кириш ағзи чоң таш билән тосалған өңкүр еди. 39Һәзрити Әйса: — Ташни еливетиңлар! — деди. Өлгән адәмниң һәдиси Марта: — Әй Рәббим, аләмдин өткинигә төрт күн болди, һазир җәсиди пурап кәткәнду, — деди. 40Һәзрити Әйса униңға: — Мән саңа: «Ишәнсәң, Худаниң улуқлуғини көрисән», дегән едимғу, — деди. 41Буниң билән халайиқ ташни еливәтти, һәзрити Әйса көзлирини асманға тикип, мундақ дуа қилди: — Әй Атам, тилигимни аңлайдиғиниң үчүн Саңа шүкүр ейтимән. 42Тиләклиримни һемишәм аңлайдиғанлиғиңни билимән. Шундақ болсиму әтрапимдики халайиқ Сениң Мени әвәткәнлигиңгә ишәнсун, дәп буни ейтиватимән. 43Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин жуқури авазда: — Лазар, ташқириға чиқ! — дәп чақирди. 44Лазар қол-путлири кепинләнгән, иңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Һәзрити Әйса уларға: — Кепинликни салдуруп, уни өз мәйлигә қоюветиңлар! — деди. Һәзрити Әйсани өлтүрүш сүйиқәсти 45Мәрийәмниң йениға пәтиләп кәлгән вә һәзрити Әйса көрсәткән бу мөҗүзини көргән нурғун хәқләр һәзрити Әйсаға ишәнди. 46Лекин уларниң ичидә бәзилири пәрисийләрниң йениға берип, һәзрити Әйсаниң қилған ишлирини мәлум қилишти. 47Шуңа пәрисийләр вә алий роһанийлар йәһудийларниң алий кеңәшмисини жиғип: — Қандақ қилғулуқ? Бу Адәмниң яратқан нурғун мөҗүзилиригә қарап беқиңлар. 48Уни бундақ қоюп бәрсәк, һәммә адәм Униңға ишинип кетиду. Шундақ болғанда Рим һөкүмити ибадәтханимизни, һәтта миллитимизни вәйран қиливетиду! — дейишти. 49Уларниң ичидә бири, йәни шу жили баш роһаний болған Қаяпа: — Силәр һеч немини билмәйдикәнсиләр! 50Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн өлүшиниң яхши екәнлигини чүшәнмәйдикәнсиләр, — деди. 51-52Бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди. У шу жили баш роһаний болғачқа, һәзрити Әйсаниң йәһудий хәлқи үчүн, шундақла пәқәт у хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң һәр янға чечилип кәткән пәрзәнтлириниң һәммисини бир қилип уюштуруш үчүн өлидиғанлиғини алдин-ала ейтқан еди. 53Шундақ қилип, улар шу күндин етиварән һәзрити Әйсани өлтүрүветиш үчүн сүйиқәстлик қилишқа башлиди. 54Шуңа һәзрити Әйса әнди йәһудийлар арисида ашкарә жүрмәй, у йәрдин кетип, чөлгә йеқин райондики Әфраим шәһиригә келип, шагиртлири билән биллә у йәрдә турди. 55Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған еди. Нурғун кишиләр тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн, һейттин бир қанчә күн илгири йезилардин Йерусалимға келишти. 56Улар һәзрити Әйсани издәтти. Улар мәркизий ибадәтханиға жиғилғинида, бир-биригә: — Сениңчә қандақ болар, һәзрити Әйса һейтқа кәлмәмдикин? — дейишәтти. 57Алий роһанийлар билән пәрисийләр һәзрити Әйсани тутуш үчүн Униң қәйәрдилигини билидиғанларниң өзлиригә мәлум қилишини буйруған еди. *33. Бу йәрдә һәзрити Әйса Өзи яхши көридиған кишиләргә шәйтанниң гуна вә өлүм елип кәлгәнлигидин униңға ғәзәпләнгән болуши яки әтрапидикиләрниң тутқан һазалиридин уларниң Худаниң адәмләрни өлүмдин тирилдүрәләйдиғанлиғиға ишәнмигәнлигигә ғәзәпләнгән болуши мүмкин.
12 Гунакар аялниң һәзрити Әйсани әтирлиши 1«Өтүп кетиш» һейтидин алтә күн илгири һәзрити Әйса Өзи өлүмдин тирилдүргән Лазар турған җай — Бәйтанияға кәлди. 2У йәрдә Униңға зияпәт берилди, Марта у йәрдә меһманларни күтүвататти. Лазар һәзрити Әйса билән һәмдәстихан болғанлардин бири еди. 3Мәрийәм сап сумбулдин ясалған интайин қиммәт баһалиқ әтирдин бир қадақ әкелип, һәзрити Әйсаниң путлириға қуйди вә чачлири билән әтирни Униң путлириға сүрди. Өй әтирниң хуш пуриғи билән толди. 4Лекин һәзрити Әйсаниң шагиртлиридин бири, йәни кейин Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһуда Ишқарийот: 5— Бу әтирниң қиммити бир адәмниң жиллиқ киримгә тәң келидикән! Немишкә бу әтир сетилип, пули кәмбәғәлләргә берилмиди? — деди. 6Бу сөзни у кәмбәғәлләргә көңүл бөлидиғанлиғи үчүн әмәс, оғри болғанлиғи үчүн дегән еди. У шагиртларниң ортақ пулини башқуратти вә оғрилап хәшләтти. 7— Аялниң ихтияриға қоюп бәр, — деди һәзрити Әйса, — у бу арқилиқ Мениң дәпнә қилинидиған күнүмгә тәйярлиқ қиливатиду. 8Кәмбәғәлләр һәр дайим араңларда, лекин Мән һәр дайим араңларда болмаймән. Алий роһанийларниң Лазарни өлтүрүш сүйиқәсти 9Зор бир түркүм йәһудийлар һәзрити Әйсаниң Бәйтанияда екәнлигини аңлиди вә ялғуз һәзрити Әйсани әмәс, У өлүмдин тирилдүргән Лазарниму көрүш үчүн у йәргә кәлди. 10Алий роһанийлар болса, Лазарниму өлтүрүшни қәстлиди. 11Чүнки униң сәвәвидин нурғун йәһудийлар улардин үз өрүп, һәзрити Әйсаға ишинивататти. Шәрәп билән Йерусалимға кириш 12Әтиси «Өтүп кетиш» һейтини өткүзүшкә кәлгән зор бир түркүм халайиқ һәзрити Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлиди. 13Улар қоллириға хорма шахлирини тутушқан һалда Уни қарши алғили чиқишти вә «Худаға шүкүр! Пәрвәрдигарниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! Исраилларниң Падишасиға мубарәк болсун!» — дәп вақирашти. 14Һәзрити Әйса бир тәхәй тепип минди. Бу ишни Зәкәрия пәйғәмбәр хелә бурун алдин-ала ейтип, мундақ язған еди: 15«Әй Йерусалим хәлқи, әнди қорқмаңлар! Мана Падишариңлар тәхәй минип келиватиду». 16Униң шагиртлири у чағда буни чүшәнмигән еди, лекин һәзрити Әйса өлүмдин тирилиш вә асманға чиқиш билән улуқланғандин кейин, Зәкәрия пәйғәмбәр язған бу сөзләрни һәм бу иш дәл пәйғәмбәр алдин-ала ейтқандәк болуп чиққанлиғини тонуп йәтти. 17Һәзрити Әйсаниң Лазарни йәрлигидин чақирип тирилдүргәнлигини көргән кишиләр бу мөҗүзә тоғрисида башқиларға тохтимастин хәвәр қилди. 18Халайиқ һәзрити Әйсаниң яратқан бу мөҗүзисини аңлиғачқа, Уни қарши алғили чиқишти. 19Пәрисийләр болса, бир-биригә: — Қараңлар, бизниң қилғинимиз бекар кәтти! Мана әнди пүтүн дуния Униңға әгишип кәтмәктә! — дейишти. Грекларниң һәзрити Әйса билән көрүшүшни тәләп қилиши 20«Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға ибадәт қилғили кәлгәнләр ичидә йәһудий диниға киргән бәзи грекларму бар еди. 21Булар Җәлилийәниң Бәйтсайда йезисидин болған Филипниң йениға келип: — Җанаплири, биз һәзрити Әйса билән көрүшмәкчидуқ, — дәп тәләп қилишти. 22Филип берип буни Әндәргә мәлум қилди. Андин улар иккиси һәзрити Әйсаға хәвәр қилди. 23Һәзрити Әйса мундақ деди: — Инсан Оғлиниң шан-шәрәпкә егә болидиған вақит-саати йеқинлишип қалди. 24Билип қоюңларки, буғдай дени топиға ташлинип өлмигичә, йәнила бир тал дан пети туриду. Өлсә, бих чиқирип, көп һосул бериду. 25Һаятини айиғанлар униңдин мәһрум болиду, лекин бу дунияда һаятини айимиғанлар уни мәңгү сақлалайду. 26Кимду-ким Маңа хизмәт қилишни халиса, Маңа әгәшсун. Мән қәйәрдә болсам, Мениң чакирим шу йәрдә болиду. Маңа хизмәт қилғучиларни асмандики Атам һөрмәтләйду. Һәзрити Әйсаниң Өз өлүми тоғрисида ейтқанлири 27— Һазир көңлүм қаттиқ азаплиниватиду. Буниңға немә дейишим керәк? «Ата, Мени келидиған азап-оқубәтлик вақит-сааттин қутқуз!» дәйму? Яқ! Мән шу вақит-саатни бешимдин өткүзүш үчүн кәлдим. 28Ата, улуқлуғуңни көрсәткин! Шу вақитта асмандин бир аваз аңланди: — Улуқлуғумни көрсәттим вә йәнә көрситимән. 29Шу мәйдандики буни аңлиған халайиқ: — Һава гүлдүрлиди, — дейишти. Йәнә бәзиләр болса: — Бир периштә Униңға гәп қилди, — дейишти. Бирақ һәзрити Әйса: 30— Бу сөзләр Мени дәп әмәс, силәрни дәп ейтилған. 31Бу дуния әнди сораққа тартилиду. Бу дунияниң һөкүмдари — шәйтанму әнди ағдурулиду. 32Мән йәрдин көтирилгинимдә, пүткүл инсанларни Өзәмгә җәлип қилимән, — деди. 33(У буни дейиш арқилиқ Өзиниң қандақ өлидиғанлиғини уқтурди.) 34Халайиқ бу гәпләрни чүшәнмәй, һәзрити Әйсадин: — Муқәддәс Язмиларда: «Қутқазғучи-Мәсиһ өлмәй, мәңгү һаят яшайду», дейилгән турса, Сиз қандақсигә «Инсан Оғли көтирилиши керәк», дәп дәләләйсиз?! Инсан Оғли зади Ким болиду? — дәп сориди. 35— Нурниң араңларда чақнайдиған вақти узун әмәстур. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, Нур бар вақтида давамлиқ меңиңлар. Қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду. 36Шуңлашқа Нур араңларда бар вақитта Униңға ишиниңлар. Буниң билән Нурниң пәрзәнтлири болисиләр, — деди һәзрити Әйса. Йәһудийларниң тәрсалиғи Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, халайиқтин кетип, йошурунувалди. 37Гәрчә У халайиқниң көз алдида шунчә мөҗүзә көрсәткән болсиму, улар Униңға ишәнмиди. 38Бу әһвал дәл Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисида алдин-ала көрситилгәндәк чиқти: «Әй Пәрвәрдигар, биз йәткүзгән сөзләргә ким ишәнди? Сениң күч-қудритиң кимгә аян болди?» 39-40Халайиқ һәзрити Әйсаға ишинәлмиди. Буниң сәвәвини Йәшая пәйғәмбәр алдин-ала чүшәндүрүп бәргән еди: «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор қилди, қәлбини қатурди. Униң нәтиҗисидә уларниң көзлири көрмәс, қәлби сәзмәс болуп қалди. ‹Улар гуналириға товва қилип, Маңа қайтишни халимайду. Халисиди, мән уларни сақайтаттим ›, дәйду Худа». 41Йәшая пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң улуқлуғини көргәнлиги үчүн, бу сөзләрни Униңға қарита алдин-ала ейтқан еди. 42Һалбуки, нурғунлиған кишиләр, һәтта йәһудий ақсақаллириму һәзрити Әйсаға ишәнди. Лекин улар өзлириниң пәрисийләр тәрипидин ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн, ишәнгәнлигини ашкарилимиди. 43Буниң сәвәви, улар инсандин келидиған махташни Худадин келидиған махташтинму яхши көрәтти. 44Һәзрити Әйса жуқури аваз билән мундақ деди: — Маңа ишәнгәнләр Маңила әмәс, Мени Әвәткүчигә ишәнгән болиду. 45Мени көргәнләр Мени Әвәткүчиниму көргән болиду. 46Мән Маңа ишәнгәнләр қараңғулуқта қалмисун, дәп дунияға нур болуп кәлдим. 47Сөзлиримни аңлап, сөзлиримгә әмәл қилмиғанларни сораққа тартмаймән, чүнки Мән инсанларни сораққа тартқили әмәс, бәлки уларни қутқузғили кәлдим. 48Бирақ Мени рәт қилғанларни вә сөзлиримни қобул қилмиғанларни сораққа тартқучи бар. У болсиму ейтқан сөзлирим болуп, қиямәт күни кишиләрни сораққа тартиду. 49Чүнки Мән Өзлүгүмдин сөзлигиним йоқ. Немини сөзлишим вә қандақ сөзлишим керәклигини Мени әвәткән Атам Маңа буйриди. 50Униң буйруғиниң мәңгүлүк һаят елип келидиғанлиғини билимән. Шуңа немини сөзлисәм, Худа Атамниң Маңа буйруғинидәк сөзләймән. 13 Һәзрити Әйсаниң Өз шагиртлириниң путини жуюп қоюши 1«Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Һәзрити Әйса бу дуниядин айрилип, Атисиниң йениға кетидиған вақитниң йетип кәлгәнлигини билди. У бу дуниядики Өз адәмлиригә болған меһир-муһәббитини бурунла көрсәткән болуп, униң қанчилик чоңқурлуғини әнди толуқ көрсәтмәкчи еди. 2Һәзрити Әйса шагиртлири билән кәчлик тамақта биллә болди. Шәйтан аллибурун Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә һәзрити Әйсани йәһудий ақсақаллириға тутуп бериш вәс-вәсисини салған еди. 3Һәзрити Әйса Атисиниң һәммә һоқуқни Өзигә аманәт қилғанлиғини, Атиси Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға кетидиғанлиғини биләтти. 4У дәстихандин туруп, тонини йешип, бир лөңгә билән белини бағлиди. 5Андин бир җавурға су қуюп, шагиртларниң путлирини жуюшқа вә белигә бағлиған лөңгә билән сүртүп қурутушқа башлиди. 6Новәт Симун Петрусқа кәлгәндә, Петрус: — Әй Рәббим, путумни Сиз жуйсиңиз қандақ болғини?! — деди. 7Һәзрити Әйса униңға: — Немә қиливатқинимни һазир чүшәнмәйсән, лекин кейин чүшинисән, — деди. 8— Мән путумни һәргиз сизгә жуйғузмаймән! — деди Петрус. — Путуңни жуймисам, сән Мән билән биргә болалмайсән, — дегән җавапни қайтурди һәзрити Әйса. 9Симун Петрус: — Әй Рәббим, ундақта путлиримнила әмәс, қоллиримниму, бешимниму жуйғайсиз! — деди. 10Һәзрити Әйса униңға: — Жуюнуп болған адәмниң қайта жуюнушиниң һаҗити йоқ, пәқәт путлирини жуйсила, пүтүн әзаси пак болиду. Силәрму гуналириңлардин пак, лекин һәммиңлар әмәс, — деди. 11(Һәзрити Әйса Өзини кимниң тутуп беридиғанлиғини биләтти. Шуниң үчүн У һәммисиниңла пак әмәслигини дегән еди.) 12Һәзрити Әйса уларниң путлирини жуюп болғандин кейин, тонини кийип йәнә дәстиханға олтарди вә уларға мундақ деди: — Силәр немә қилғанлиғимни чүшәндиңларму? 13Силәр Мени «Рәббим» вә «Устазим» дәйсиләр, раст ейтисиләр, әмәлияттиму шундақ. 14Мән Рәббиңлар вә Устазиңлар туруп путлириңларни жуйғандин кейин, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк. 15Бу силәрниң Маңа охшаш башқиларға хизмәт қилишиңлар үчүн көрсәткән үлгәмдур. 16Билип қоюңларки, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду, әлчиму өзини әвәткүчидин үстүн турмайду. 17Бу ишларни билгән екәнсиләр, силәрму шундақ қилсаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Һәзрити Әйсаниң сатқунлуққа учришини алдин-ала ейтиши 18«Силәр гуналириңлардин пак» дегән сөзүм һәммиңларға қаритилған әмәс. Мән таллиғанлиримни билимән, лекин Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтилған: «Мән билән һәмдәстихан болуп, ненимни йегән достум Мәндин үз өриди», дәп ейтилған бу сөз әмәлгә ашурулуши керәк. 19Силәргә бу иш йүз бериштин авал ейтип қояйки, у ишлар йүз бәргәндә Мениң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр. 20Йәнә шуни билип қоюңларки, Мән әвәткән һәр қандақ бир кишини қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду. Мени қобул қилғанлар болса, Мени Әвәткүчи Худани қобул қилған болиду. 21Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, қаттиқ азапланған һалда очуғини ейтти: — Билип қоюңларки, араңларда бири Маңа сатқунлуқ қилиду. 22Шагиртлар кимни дәватқанлиғини чүшәнмәй, бир-биригә қарашти. 23Һәзрити Әйса интайин яхши көриду дәп қаралған шагирт Униң йенида йеничә ятатти. 24Симун Петрус униңға һәзрити Әйсадин кимни демәкчи болғанлиғини сорап беқишни ишарәт қилди. 25Шуңа у һәзрити Әйсаға йеқин келип, төвән авазда: — Әй Рәббим, Сизгә сатқунлуқ қилидиған ким? — дәп сориди. 26Һәзрити Әйса: — Бир чишләм нанни ашқа чилап кимгә сунсам, шу, — дәп җавап бәрди. Кейин У нанни ашқа чилап, Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотқа сунди. 27Йәһуда нанни елишиғила ичигә шәйтан кирди. — Қилидиғиниңни чапсан қил, — деди һәзрити Әйса униңға. 28Дәстиханда олтарғанларниң һеч қайсиси һәзрити Әйсаниң Йәһудаға бу сөзләрни немә үчүн қилғанлиғини чүшәнмиди. 29Уларниң ортақ пули Йәһудада болғанлиқтин, бәзиләр һәзрити Әйса униңға: «Һейтлиқ нәрсиләрни елип кәл» яки «Кәмбәғәлләргә бир нәрсә бәр», демәкчи болса керәк, дәп ойлашти. 30Йәһуда нанни елипла ташқириға чиқип кәтти. Бу чағ кечә еди. Йеңи әмир 31Йәһуда ташқириға чиқип кәткәндин кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Әнди Инсан Оғлиниң шан-шәриви көрүнидиған вақит-саат йетип кәлди. У арқилиқ Худаниң шан-шәривиму аян болиду. 32Худаниң шан-шәриви У арқилиқ аян болған екән, Худа Өзиму Инсан Оғлиниң шан-шәривини дәрһал аян қилиду. 33Балилирим, Мениң әнди силәр билән биллә болидиған вақтим аз қалди. Кейин силәр Мени издәйсиләр, лекин йәһудий ақсақаллириға ейтқинимдәк, силәргиму ейтимәнки, Мән баридиған йәргә силәр баралмайсиләр. 34Һазир силәргә йеңи бир әмир беримән. «Бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар». 35Бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммиси силәрниң Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни тонуйду. Һәзрити Әйсаниң Петрусниң танидиғанлиғини ейтиши 36Симун Петрус һәзрити Әйсадин: — Әй Рәббим, қәйәргә барисиз? — дәп сориди. — Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин барисән, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. 37Петрус Униңға: — Әй Рәббим, немә үчүн һазир Сизниң кәйниңиздин баралмаймән? Сиз үчүн җеним пида! — деди. 38Һәзрити Әйса мундақ деди: — Мән үчүн расттинла җениң пидаму? Билип қойғинки, ғораз чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән. 14 Һәзрити Әйса — йол, һәқиқәт вә һаятлиқ 1Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә мундақ деди: — Көңлүңларни беарам қилмаңлар, Худаға ишиниңлар, Маңиму ишиниңлар. 2Худа Атамниң дәргаһида нурғун өй-маканлар бар. Ундақ болмиса, буни силәргә ейтип жүрмигән болаттим. Мән һәр бириңларға орун тәйярлаш үчүн шу йәргә кетип баримән. 3Мән тәйярлиқ қилғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни Өзәм билән биллә елип кетимән. Шундақ болғанда, Мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр. 4Силәр Мениң қәйәргә кетидиғанлиғимни вә у йәргә баридиған йолни билисиләр. 5— Әй Рәббим, Сизниң қәйәргә кетидиғанлиғиңизни билмәймиз. Шундақ турса, у йолни қандақ билимиз? — деди Томас. 6Һәзрити Әйса униңға: — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ Өзәмдурмән. Мениңсиз һеч ким Худа Атамниң йениға баралмайду. 7Әгәр Мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуған болаттиңлар. Һазирдин башлап Уни тонудуңлар һәм Уни көрдүңлар, — деди. 8— Әй Рәббим, Атиңизни көрситип қойсиңизла, рази болаттуқ, — деди Филип. 9— Филип, — деди һәзрити Әйса, — силәр билән биргә болғинимға талай вақит болди, Мени техичә тонумидиңму? Мени көргән киши Атам Худани көргән болиду. Шундақ туруп, сән немишкә йәнә: «Бизгә Атиңизни көрситиң», дәйсән? 10Мән Атамда, Атам Мәндә екәнлигигә ишәнмәмсән? Силәргә ейтқан сөзлиримни Өзлүгүмдин ейтқиним йоқ, бәлки Мениң Атам ейтқан. У Мәндә туруп, хизмәтлирини қиливатиду. 11«Мән Атамда, Атам Мәндә» дегинимгә ишиниңлар. Һеч болмиғанда, Мениң қилғанлиримдин Маңа ишиниңлар. 12Билип қоюңларки, Маңа ишәнгән киши Мениң әмәлиятимдәк қилалайду. Мундақ киши буниңдинму улуқ ишларни қилиду, чүнки Мән Атамниң йениға қайтип кетимән. 13Мениң намим билән немини тилисәңлар, Өз Атамниң улуқлуғи Мән арқилиқ аян болуши үчүн, тиләклириңларни иҗавәт қилимән. 14Мениң намим билән немә тилисәңлар, Мән силәргә шуни беримән. Һәзрити Әйсаниң Муқәддәс Роһни әвәтишкә вәдә бериши 15Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә мундақ деди: — Мени сөйсәңлар, әмирлиримгә әмәл қилисиләр. 16Мәнму Худа Атамдин силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилишини тиләймән. У силәр билән мәңгү биргә болиду. 17У болсиму, һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһтур. Уни бу дунияниң адәмлири қобул қилалмайду, чүнки Уни көрмәйду, тонумайду. Бирақ силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У дайим силәр билән биллә туриду һәм силәрдә яшимақчи. 18Мән силәрдин айрилғанда, силәрни житим қалдурмаймән. Силәрниң йениңларға йәнә қайтип келимән. 19Аз вақиттин кейин, бу дунияниң адәмлири Мени көрмәйду, лекин силәр көрисиләр. Мән һаят болғанлиғим үчүн, силәрму һаят болисиләр. 20Шу вақит кәлгәндә билисиләрки, Мән Атамда болимән, силәр Мәндә болисиләр, Мәнму һәм силәрдә болимән. 21Ким әмирлиримни қобул қилип, униңға әмәл қилса, Мени сөйидиған киши шу болиду. Мени сөйидиған кишини Атамму сөйиду, Мәнму уни сөйимән вә Өзәмни униңға аян қилимән. 22Йәһуда исимлиқ башқа бир шагирт (Йәһуда Ишқарийот әмәс) һәзрити Әйсадин: — Әй Рәббим, немә үчүн Өзиңизни бу дунияниң адәмлиригә аян қилмай, бизгила аян қилисиз? — дәп сориди. 23Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап қайтурди: — Мени сөйидиған киши дегинимни қилиду, Атамму уни сөйиду. Атам Иккимиз мундақ кишиниң йениға берип, униң билән биллә макан қуримиз. 24Мени сөймәйдиған киши дегинимни қилмайду. Силәр аңлаватқан сөзләр Мениң әмәс, бәлки Мени әвәткән Атамниңкидур. 25Мән силәр билән биллә болуватқан чеғимда силәргә буларни дедим. 26Лекин Атам Мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Өзиниң Муқәддәс Роһи силәргә һәммини үгитиду һәм Мениң ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға салиду. 27Силәргә аманлиқ қалдуримән, Өз аманлиғимни силәргә тәғдим қилимән. Мениң силәргә тәғдим қилғиним бу дунияниң адәмлириниң силәргә бәргинигә охшимайду. Көңлүңларни беарам қилмаңлар, қорқмаңлар. 28Силәр Мениң: «Мән силәрдин айрилип кетимән, кейин силәрниң йениңларға қайтип келимән», дегән сөзүмни аңлидиңлар. Мени сөйсәңлар, Атамниң йениға кетидиғанлиғим үчүн хошал болаттиңлар. Чүнки Атам Мәндин улуқтур. 29Силәрни бу ишлар йүз бәргәндә Маңа ишәнсун дәп, буларни силәрдин айрилиштин бурун ейттим. 30Силәр билән сөзлишидиған вақит көп қалмиди, чүнки бу дунияниң һөкүмдари — шәйтан келиш алдида туриду. Униң Мени бесип чүшкидәк қудрити әсла йоқтур. 31Лекин бу дунияниң адәмлири Мениң Атамни сөйидиғанлиғимни билсун дәп, Атам Маңа әмир қилған ишни әмәлгә ашуримән. Туруңлар, бу җайдин кетәйли. 15 Һәзрити Әйса — үзүм ғолидур 1Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Һәқиқий «Үзүм ғоли» Өзәмдурмән, Атам Худа болса бағвәндур. 2Бағвән Мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду. Мевә бәргәнлирини болса, техиму көп мевә бәрсун, дәп путап туриду. 3Силәр путалған шахларға охшаш болуп, Мән силәргә йәткүзгән сөзләр арқилиқ аллибурун пак болдуңлар. 4Силәр Мәндә болуңлар, Мәнму силәрдә болимән. Шах ғолда болмай туруп өзлүгидин мевә берәлмәйдиғинидәк, силәрму Мәндә болмисаңлар мевә берәлмәйсиләр. 5«Үзүм ғоли» Өзәмдурмән, силәр болсаңлар шахлирисиләр. Ким Мәндә болса, Мәнму униңда болимән. Шундақ болғанда, у көп мевә бериду, чүнки Худа яқтуридиған һәр қандақ ишни Мәнсиз қилалмайсиләр. 6Мәндә болмиған киши керәксиз шахларға охшаш ташлаветилип, қуруп кетиду. Бундақ шахлар жиғип отқа ташлиниду. 7Силәр Мәндә болсаңлар вә сөзлирим силәрниң қәлбиңларда сақланса, немини тилисәңлар, шуниңға еришисиләр. 8Силәр көп мевә беришиңлар арқилиқ Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни испатлайсиләр. Бу Атамға шан-шәрәп елип келиду. 9Атам Мени сөйгинидәк, Мәнму силәрни сөйдүм, Мениң меһир-муһәббитимдә болуңлар. 10Әгәр әмирлиримгә әмәл қилсаңлар, худди Мән Атамниң әмирлиригә әмәл қилған вә һемишәм Униң меһир-муһәббитидә болғинимдәк, силәрму һемишәм Мениң меһир-муһәббитимдә болисиләр. 11Буларни силәргә хошаллиғимдин һөзүрләнсун вә хошаллиғи толуп ташсун, дәп ейттим. 12Мениң әмрим шуки, Мән силәргә меһир-муһәббәт көрсәткәндәк, силәрму бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. 13Өз достлири үчүн җенини пида қилиштин чоңқур меһир-муһәббәт йоқтур. 14Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, Мениң достлирим болисиләр. 15Әнди силәрни «чакар» демәймән, чүнки чакар ғоҗайининиң немә қилидиғанлиғини билмәйду. Униң орниға силәрни «дост» дәймән, чүнки Атамдин аңлиғанлиримниң һәммисини силәргә йәткүздүм. 16Силәр Мени таллиғиниңлар йоқ, әксичә Мән силәрни таллидим. Мән силәрни мевә бәрсун һәм мевилириңлар мәңгү сақлансун, дәп тайинлидим. Мошундақ мевә бәргиниңларда, Мениң намим билән Атамдин немә тилисәңлар, Атам шуни бериду. 17Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Адәмләрниң һәзрити Әйсаға болған нәприти 18— Бу дунияниң адәмлири силәрдин нәпрәтләнсә, силәрдин авал Мәндин нәпрәтләнгәнлигини билиңлар. 19Силәрму бу дунияниң адәмлиридин болған болсаңлар, бу дунияниң адәмлири силәрни өзиниң дәп сөйгән болатти. Бирақ Мән силәрни бу паний дуниядин айрип, таллиғанлиғим үчүн, әнди бу дунияға мәнсүп әмәссиләр. Шуниң үчүн бу дунияниң адәмлири силәрдин нәпрәтлиниду. 20Мән силәргә ейтқан сөзни есиңларда тутуңлар: «Қул ғоҗайинидин үстүн турмайду». Маңа зиянкәшлик қилғанлар силәргиму зиянкәшлик қилиду. Мениң сөзүмгә әмәл қилғанлар силәрниңкигиму әмәл қилиду. 21Мениң намим сәвәвидин улар силәргә зиянкәшлик қилиду, чүнки улар Мени Әвәткүчини тонумайду. 22Әгәр Мән келип уларға тәлим бәрмигән болсам, уларниң гуналири гуна дәп қаралматти. Лекин һазир улар өз қилмишлириниң яман екәнлигини билмидуқ дәләлмәйду. 23Уларниң Мәндин нәпрәтләнгәнлиги Атамдинму нәпрәтләнгәнлиги болиду. 24Мән уларниң арисида башқа һеч ким қилип бақмиған ишларни қилмиған болсам, уларниң гуналири гуна дәп қаралматти. Әмәлиятта улар Мениң қилған ишлиримни көргән, шундақтиму йәнә Мәндин вә Атамдин нәпрәтләнди. 25Лекин буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған: «Һеч қандақ сәвәпсизла Мәндин нәпрәтләнди», дегән сөз әмәлгә ашурулди. 26Мән силәргә Атамниң йенидин Ярдәмчи, йәни һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһни әвәтимән. У Атамниң йенидин келип, Мән тоғрилиқ гувалиқ бериду. 27Силәрму Маңа гувалиқ берисиләр, чүнки силәр баштин тартип Мән билән биллә болдуңлар. 16 Ишәнчиңлар тәврәнмисун! 1— Буларни силәргә ишәнчини йоқитип қоймисун, дәп ейттим. 2Силәр ибадәтхана җамаитиңлардин қоғлап чиқириветилисиләр һәм шундақ бир вақит-саатлар келидуки, силәрни өлтүридиғанлар өзлирини Худаға хизмәт қиливатимән, дәп һесаплайду. 3Улар буларни йә Атамни, йә Мени тонумиғанлиғи үчүн қилиду. 4Шуниң үчүн ейтимәнки, улар силәргә зиянкәшлик қилғанда, Мениң агаһландурғанлиғимни есиңларға кәлтүрүңлар. Худаниң Муқәддәс Роһиниң вәзиписи — Мән дәсләптә буларни силәргә ейтмидим, чүнки силәр билән биллә едим. 5Лекин әнди Мени Әвәткүчиниң йениға қайтип кетимән. Шундақ болсиму, араңлардин һеч ким Мәндин: «Нәгә кетисиз?» дәп соримайватиду. 6Буниң орниға, силәргә буларни ейтқанлиғим үчүн, қәлбиңлар һәсрәт билән толди. 7Билип қоюңларки, Мениң кетишим силәргә пайдилиқ, кәтмисәм силәргә Ярдәмчи кәлмәйду, амма кәтсәм, Уни силәргә әвәтимән. 8У кәлгәндә, бу дуниядики кишиләрни өзлириниң гунакар екәнлигигә, Мениң һәққанийлиғимға вә ахирқи замандики соал-сорақниң болидиғанлиғиға қайил қилиду. 9Улар гунакар екәнлигигә қайил болиду, чүнки улар Маңа ишәнмиди. 10Улар Мениң һәққанийлиғимға қайил болиду, чүнки Мән һәққаниймән һәм шуңа Атамниң йениға қайтишқа лайиқтурмән. Шундақ қилип, силәр Мени көрәлмәйсиләр. 11Улар ахирқи замандики соал-сорақниң чоқум болидиғанлиғиға қайил болиду, чүнки Худа бу дунияниң һөкүмдари болған шәйтанни сораққа тартти. 12Силәргә ейтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди, бирақ силәр униңға бәрдашлиқ берәлмәйсиләр. 13Лекин һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһ кәлгәндә, силәргә барлиқ һәқиқәтни үгитиду. У Өзлүгидин сөзлимәйду, әксичә Атам Иккимизниң сөзлирини аңлиғандин кейин сөзләйду вә кәлгүсидә болидиған ишларни силәргә йәткүзиду. 14У Мәндә бар болғанни силәргә йәткүзүп, Мениң улуқлуғумни аян қилиду. 15Атамда бар болғанниң һәммиси һәм Мениңдур. Шуниң үчүн Муқәддәс Роһ Мәндә бар болғанни силәргә йәткүзиду, дәп ейттим. Ғәм-қайғулириңлар хошаллиққа айлиниду 16— Аз вақиттин кейин, Мени көрмәйсиләр. Йәнә бир аз вақит өткәндин кейин, Мени қайта көрисиләр. 17Шагиртларниң бәзилири бир-биригә: — Бу қандақ гәп? У бизгә: «Аз вақиттин кейин Мени көрмәйсиләр, йәнә бир аз вақит өткәндин кейин Мени қайта көрисиләр», дәйду. У йәнә: «Чүнки Мән Атамниң йениға кетимән», дәйду. 18«Аз вақиттин кейин» дегән сөзиниң мәнаси зади немиду? Униң немиләрни дәватқанлирини биләлмидуқ, — дейишти. 19Һәзрити Әйса уларниң соримақчи болған соалини билип, мундақ деди: — Мениң «Аз вақиттин кейин Мени көрмәйсиләр, йәнә бир аз вақит өткәндин кейин Мени көрисиләр» дегинимниң мәнасини бир-бириңлардин сораватамсиләр? 20Билип қоюңларки, силәр жиға-зар қилип қайғурисиләр, лекин бу дунияниң адәмлири хошал болушуп кетиду. Силәр болсаңлар қайғурисиләр, лекин қайғулириңлар хошаллиққа айлиниду. 21Аял туғутта азаплиниду, чүнки униң азап-оқубәтлик вақит-саати йетип кәлгән. Лекин бовиғи туғулуп болғандин кейин, бир пәрзәнтниң дунияға кәлгәнлигиниң хошаллиғи билән тартқан азавини унтуп қалиду. 22Шуниңға охшаш, силәрму һазир азаплиниватисиләр, лекин Мән силәр билән қайта көрүшимән. Шу чағда қәлбиңлар хошаллиққа чөмиду. Хошаллиғиңларни һеч ким силәрдин тартивалалмайду. 23Билип қоюңларки, шу вақит кәлгәндә, Мәндин һеч нәрсә соришиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки Мениң намим билән Атамниң Өзидин немини тилисәңлар, У шуни бериду. 24Һазирғичә Мениң намим билән һеч немә тилимидиңлар. Әнди тиләңлар, еришисиләр. Буниң билән хошаллиғиңлар толуп ташсун. Бу дуния үстидин ғалибә қилиш 25— Силәргә буларни тәмсилләр билән билдүрдүм. Бирақ шундақ бир вақит келидуки, у чағда тәмсилләр билән сөзлимәймән, Атам тоғрилиқ очуқ ейтимән. 26Шу күнләр кәлгәндә, тиләклириңларни Мениң намим билән тиләйсиләр. Мән силәр үчүн Атамдин тәләп қилимән демәкчи әмәсмән. 27Буниң сәвәви, Атам Өзиму силәрни сөйиду, чүнки силәр Мени сөйисиләр вә Мени Атамниң әвәткәнлигигә ишәндиңлар. 28Мән Атамниң йенидин бу дунияға кәлдим. Әнди бу дуниядин Атамниң йениға кетимән. 29Шагиртлири: — Әнди тәмсил кәлтүрмәй, очуқ ейттиңиз. 30Биз Сизниң һәммини билидиғанлиғиңизни әнди чүшәндуқ, чүнки биз соал соримисақму, Сиз көңлимиздикини билидикәнсиз. Буниңдин сизниң Худаниң йенидин кәлгәнлигиңизгә ишәндуқ, — дейишти. 31Һәзрити Әйса уларға: — Һазир ишәндиңлар, шундақму? 32Мана шундақ вақит келәй дәп қалди, шундақла келип қалдики, һәммиңлар Мени ялғуз ташлап өз йоллириңларға кетисиләр. Бирақ Мән ялғуз қалмаймән, чүнки Атам Мән билән биллидур. 33Буларни силәргә Мән арқилиқ аманлиқ тапсун, дәп ейттим. Бу дунияниң адәмлири силәрни азап-оқубәткә салиду. Амма ғәйрәтлик болуңлар, чүнки Мән бу дуния үстидин ғалибә қилдим! 17 Һәзрити Әйсаниң шагиртлириға дуа қилиши 1Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, көзлирини асманға тикип мундақ дуа қилди: — Әй Ата, Мениң вақит-саатим йетип кәлди. Сән Оғлуңниң улуқлуғини аян қилғин. Буниң билән Оғлуңму улуқлуғуңни аян қилсун. 2Чүнки Сән Униңға пүткүл инсанийәттин үстүн һоқуқ ата қилдиң. Буниң билән У Сән Униңға бәргән адәмләрниң һәммисигә мәңгүлүк һаят ата қилсун. 3Мәңгүлүк һаят болса, һәқиқий бирдин-бир Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштур. 4Мән Сән Маңа буйруған һәммә ишларни орунлаш билән Сениң улуқлуғуңни йәр йүзидә аян қилдим. 5Әй Ата, Сениң йениңға қайтқинимда, дуния яритилиштин бурун Биз һөзүрләнгән улуқлуқтин Мени қайта һөзүрләндүргәйсән. 6Сән бу дуниядин Маңа таллап бәргәнләргә Сени аян қилдим. Улар Сениңки еди, уларни Маңа бәрдиң, улар Сениң сөзүңгә әмәл қилди. 7Улар Сән Маңа бәргән һәммә нәрсиләрниң Сениңдин кәлгәнлигини әнди билди. 8Чүнки Сән Маңа қилған сөзләрни уларға йәткүздүм, уларму қобул қилди. Сәндин кәлгәнлигимни һәқ дәп билди һәм Мени әвәткәнлигиңгиму ишәнди. 9Булар үчүн дуа қилимән. Бу дунияниң адәмлиригә әмәс, бәлки Сән Маңа бәргән адәмләргә дуа қилимән, чүнки улар Сениңкидур. 10Мениңки Сениңкидур, Сениңки болса, Мениңкидур. Мениң улуқлуғум улар арқилиқ аян болди. 11Мән әнди айрилиш алдида туримән. Уларни бу дунияда қалдуруп, Сениң йениңға кетиватимән. Әй муқәддәс Ата, уларниң Саңа болған садиқлиғини сақлиғин. Биз Иккимиз бир болғандәк, уларму бир болсун. 12Мән улар билән биллә болған вақтимда, уларниң Саңа болған садиқлиғини сақлидим һәм қоғдидим. Уларниң ичидә һалакәт йолиға маңған кишидин башқа бириму йоқалмиди. Муқәддәс Язмилардики Маңа сатқунлуқ қилидиған киши тоғрилиқ ейтилғанларниң әмәлгә ашурулуши үчүн, мошундақ болди. 13Мана әнди Сениң йениңға кетимән. Уларниң қәлбидә Мениң хошаллиғим толуп ташсун, дәп бу сөзләрни дуниядики вақтимда сөзлидим, 14сөзлириңни йәткүздүм. Бу дунияниң адәмлири улардин нәпрәтләнди, чүнки Мән бу дунияға мәнсүп болмиғинимдәк, уларму бу дунияға мәнсүп әмәстур. 15Уларни бу дуниядин айривәт дәп әмәс, бәлки шәйтандин сақла дәп тиләймән. 16Мән бу дунияға мәнсүп болмиғинимдәк, уларму бу дунияға мәнсүп әмәстур. 17Уларни һәқиқитиң арқилиқ Өзәңгә атиғузғайсән, чүнки Сениң сөзлириң һәқтур. 18Сән Мени дунияға әвәткиниңдәк, Мәнму уларни дунияға әвәттим. 19Уларму өзлирини һәқиқий атисун, дәп Өзәмни Саңа атаймән. 20Мән улар үчүнла әмәс, йәнә уларниң йәткүзидиған сөзлирини аңлап, Маңа ишинидиғанлар үчүнму дуа қилимән. 21Уларниң һәммиси бир болсун. Әй Ата, Сән Мәндә, Мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә болсун. Шу арқилиқ бу дунияниң адәмлири Мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишәнсун, дәп дуа қилимән. 22Биз Иккимиз бир болғандәк, уларму бир болсун, дәп Сән Маңа бәргән улуқлуқни уларға ата қилдим. 23Мән уларда, Сән Мәндә; бу уларниң иттипақлиғиниң мукәммәллишиши үчүндур. Бу дунияниң адәмлири шу арқилиқ Мени әвәткәнлигиңни һәм Мени сөйгиниңдәк Маңа ишәнгәнләрниму сөйидиғанлиғиңни билсун. 24Әй Ата, Сән Маңа бәргән кишиләрниң һәммисиниң Мән билән бир йәрдә болушини һәм уларниң улуқлуғумни көрүшини арзу қилимән. Бу дуния яритилиштин бурун, Мени сөйгәнлигиң үчүн Маңа бәргән улуқлуқтур. 25Әй адил Ата, бу дунияниң адәмлири Сени тонумайду, амма Мән Сени тонуймән. Шагиртлиримму Мени Сениң әвәткәнлигиңни билиду. 26Мән Сени уларға аян қилдим, йәнә давамлиқ аян қилимән. Буниң билән Маңа болған меһир-муһәббитиң уларда болсун һәм Мәнму уларда болай. 18 Һәзрити Әйсаниң тутқун қилиниши 1Һәзрити Әйса бу дуани қилғандин кейин, шагиртлири билән биллә ташқириға чиқип, Йерусалимниң сиртидики Кидрон вадисиниң у қетиға өтти. У йәрдә бир бағчә бар еди. Һәзрити Әйса билән шагиртлири у бағчигә кирди. 2Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһудаму бу йәрни биләтти, чүнки һәзрити Әйса шагиртлири билән пат-пат у йәрдә җәм болатти. 3Шундақ қилип, Йәһуда бир қисим Рим ләшкири билән алий роһанийлар вә пәрисийләр әвәткән ибадәтхана қаравуллирини башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди. 4Һәзрити Әйса бешиға келидиғанларниң һәммисини билип, уларниң алдиға чиқип: — Кимни издәватисиләр? — дәп сориди. 5— Насирәлик Әйсани, — дәп җавап беришти улар. Һәзрити Әйса уларға: — Мана Мән Шу, — деди. Униңға сатқунлуқ қилған Йәһудаму уларниң қатарида туратти. 6Һәзрити Әйса: «Мана Мән Шу» дейишигила, улар арқилириға йенип йәргә жиқилишти. 7Һәзрити Әйса улардин йәнә бир қетим: — Кимни издәватисиләр? — дәп сориди. — Насирәлик Әйсани, — дейишти улар. 8— Силәргә ейттимғу, Мана Мән Шу. Әгәр Менила издигән болсаңлар, буларни тутмаңлар, — деди һәзрити Әйса. 9Буниң билән Өзиниң: «Ата, Сән Маңа бәргәнләрдин һеч қайсисини йоқатмидим», дегән сөзи әмәлиятта испатланди. 10Симун Петрус йенидики қиличини қолиға елип, баш роһанийниң Малкос исимлиқ чакирини урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти. 11Һәзрити Әйса Петрусқа: — Қилични ғиливиңға сал! Мени Атам әмир қилған бу азап қәдиһини ичмәйду дәмсән? — деди. Һәзрити Әйсаниң Һаннанниң алдиға елип берилиши 12Шуниң билән ләшкәр топи билән командани һәм йәһудийлар әвәткән ибадәтхана қаравуллири һәзрити Әйсани тутуп бағлашти. 13Андин Уни алди билән шу жили баш роһаний болуп турған Қаяпаниң қейинатиси Һаннанниң алдиға елип беришти. 14Бурун йәһудий ақсақаллириға: «Пүтүн хәлиқниң һалак болушидин сақлиниш үчүн, бирла адәмниң өлүши әвзәл», дегән киши дәл шу Қаяпа еди. Петрусниң һәзрити Әйсадин тениши 15Симун Петрус билән йәнә бир шагирт һәзрити Әйсаниң кәйнидин әгишип маңған еди. У шагирт баш роһанийниң тонуши болғанлиғи үчүн, һәзрити Әйса билән баш роһанийниң һойлисиға кирәлиди. 16Симун Петрус болса, ташқирида дәрвазиниң йенида қалди. Шуңа баш роһанийниң тонуши болған шагирт ташқириға чиқип, дәрвазини күзитиватқан қиз билән сөзлишип, Петрусни ичкиригә башлап кирди. 17Дәрвазини күзитиватқан қиз Петрустин: — Сизму Әйсаниң шагиртлиридин әмәсму? — дәп сориди. — Яқ, мән әмәс, — деди Петрус. 18Һава соғ болғанлиғи үчүн, баш роһанийниң чакарлири вә ибадәтхана қаравуллири яғач көмүрдин йеқилған гүлханниң чөрисидә иссинип турушатти. Петрусму уларниң йенида туруп отқа қахланди. Баш роһанийниң һәзрити Әйсани сорақ қилиши 19Баш роһаний һәзрити Әйсадин шагиртлирини вә Униң тәлим бериши билән мунасивәтлик соалларни сориди. 20Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Мән сөзлиримни һәммә адәмләргә ашкарә сөзлидим. Йәһудийлар жиғилидиған йәрлик ибадәтханиларда вә мәркизий ибадәтханида дайим тәлим бәрдим. Һеч қандақ мәхпий сөз қилмидим. 21Буларни немишкә Мәндин сорайсиз? Сөзлиримни аңлиғанлардин сораң, улар немә дегәнлигимни билиду. 22Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғанда, йенида турған ибадәтхана қаравуллиридин бири Уни бир качат уруп: — Баш роһанийға мошундақ җавап қайтурамсән? — деди. 23— Әгәр хата гәп қилған болсам, буни көпчиликниң алдида көрсәт. Амма ейтқанлирим тоғра турса, Мени немә үчүн урисән? — деди һәзрити Әйса униңға. 24Буниң билән Һаннан Уни бағлақлиқ пети баш роһаний Қаяпаға йоллиди. Петрусниң һәзрити Әйсадин қайта-қайта тениши 25Симун Петрус отниң алдида иссинип туруватқанда, башқилар: — Сәнму Әйсаниң шагиртлиридин әмәсму? — дейишти. — Яқ, мән әмәс, — дәп танди Петрус. 26У йәрдә баш роһанийниң чакарлиридин бири, йәни Петрус қулиғини чепип ташлиған адәмниң туққиниму бар еди. У Петрусқа: — Бағчидә сени Әйса билән биллә көрдүмғу! — деди. 27Петрус йәнә танди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди. Һәзрити Әйсаниң һаким Пилатус алдида сорақ қилиниши 28Таң йоруғанда һәзрити Әйса Қаяпаниң йенидин римлиқ һаким Пилатусниң ордисиға елип келинди. Уни елип кәлгән йәһудий ақсақаллири болса өзимизниң етиқадини булғавалмайли, дәп ордиға кирмәй, сиртта күтүп туратти. Болмиса «Өтүп кетиш» һейтиниң дәстихиниға җәм болалматти. 29Шуңа һаким Пилатус ташқириға чиқип, уларниң алдиға келип: — Бу Адәмниң үстидин немә иш тоғрилиқ әризә қилисиләр? — дәп сориди. 30Улар: — Бу Адәм яман иш қилмиған болса, Уни сизгә тапшурмиған болаттуқ, — дәп җавап беришти. 31— Уни өзәңлар елип кетип, өз қанунуңлар бойичә сорақ қилиңлар, — деди һаким Пилатус уларға. Улар: — Бизниң өлүм җазасини бериш һоқуқумиз йоқ турса, — дейишти. 32Һәзрити Әйсаниң Өзиниң қандақ өлидиғанлиғи тоғрисидики алдин-ала ейтқининиң әмәлгә ашурулуши үчүн бу ишлар йүз бәрди. 33Һаким Пилатус йәнә ордисиға кирип, һәзрити Әйсани чақиртип, Униңдин: — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди. 34Һәзрити Әйса униңға: — Бу соални өзиңиз қоюватамсиз яки башқилар Мән тоғрилиқ сизгә шундақ ейтқанму? — деди. 35— Мән йә йәһудий болмисам мундақ соалларни сорайдиған?! Сени маңа тапшурғанлар Өз хәлқиң вә алий роһанийларғу! Немә җинайәт өткүзгән едиң? — деди һаким Пилатус. 36— Мениң Падишалиғим бу дунияға мәнсүп әмәс. Әгәр мәнсүп болсиди, шагиртлирим Мениң йәһудийларға тапшурулмаслиғим үчүн җәң қилған болатти. Һалбуки, Мениң Падишалиғим бу дуниядики падишалиққа охшимайду, — деди һәзрити Әйса. 37— Демәк, Сән бир Падиша, шундақму? — деди һаким Пилатус. — Ейтқиниңиздәк, Мән Падиша, Мән һәқиқәткә гувалиқ бериш үчүн дунияға кәлдим, һәқиқәттә туридиған кишиләр Мениң сөзлиримни аңлайду, — деди һәзрити Әйса. 38Һаким Пилатус Униңдин: — «Һәқиқәт» дегән немә? — дәп сориди. Һаким Пилатус бундақ дәп сориғандин кейин, йәнә ташқириға чиқип йәһудийларға: — Мән Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим. 39Лекин силәрниң һәр жили «Өтүп кетиш» һейтида йәһудий мәһбуслардин бирни қоюп беришни тәләп қилиш адитиңлар бар. Шуңа, әгәр халисаңлар, бу «Йәһудийларниң Падишасини» қоюп берәй? — деди. 40Улар йәнә: — Бу Адәмни әмәс, Бараббасни қоюп бериң! — дәп чуқан селишти. (Бараббас бир қарақчи еди.) 19 Һәзрити Әйсаниң өлүмгә һөкүм қилиниши 1Буниң билән һаким Пилатус һәзрити Әйсани қамчилатти. 2Ләшкәрләр тикән шахлирини өрүп, бир таҗа ясап, һәзрити Әйсаниң бешиға кийдүрүшти. Андин Униңға падишаларға хас сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти. 3Улар йәнә Униң алдиға келишип: — Яшисун йәһудийларниң «Падишаси»! — дәп мәсқирә қилишип, Униң качитиға урушти. 4Һаким Пилатус йәнә ордисидин чиқип халайиққа: — Диққәт! Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмиғанлиғимни билишиңлар үчүн, Уни силәрниң алдиңларға елип чиқимән, — деди. 5Буниң билән һәзрити Әйса бешидики тикәнлик таҗа вә учисидики сөсүн рәңлик тон билән ташқириға елип чиқилди. Һаким Пилатус уларға: — Мана бу Адәм! — деди. 6Алий роһанийлар вә ибадәтхана қаравуллири һәзрити Әйсани көрүп: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң, чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп вақирашти. — Уни өзәңлар миқлаңлар! Мән Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди Пилатус. 7Йәһудийлар мундақ дейишти: — Биздә шундақ бир қанун бар, шу қанунға асасән, У Өзини Худа Оғли дәп атиғанлиғи үчүн, өлтүрүлүшкә тегишлик. 8Һаким Пилатус бу сөзни аңлап, техиму қорқуп, 9йәнә ордисиға кирип, һәзрити Әйсадин: — Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди. Һәзрити Әйса җавап бәрмиди. 10— Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум болғинидәк, чапрас яғачқа миқлитишқиму һоқуқум барлиғини билмәмсән? — деди һаким Пилатус. 11— Сизгә бу һоқуқ асмандин берилмигән болса, Маңа нисбәтән һеч қандақ һоқуқуңиз болмиған болатти. Шуниң үчүн Мени сизгә тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди һәзрити Әйса. 12Шуниң билән Пилатус һәзрити Әйсани қоювәтмәкчи болди, лекин йәһудийлар: — Бу Адәмни қоювәтсиңиз, Рим императориниң дости болмиған болисиз! Ким өзини падиша десә, у киши императорға қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти. 13Һаким Пилатус бу сөзләрни аңлап, һәзрити Әйсани ташқириға чиқарди вә «Таш билән қопирилған мәйдан» (арамий тилида «Ғаббата») дегән йәрдики һөкүм чиқириш орнида олтарди. 14У күни «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи болуп, саат он иккигә аз қалған еди. Һаким Пилатус йәһудийларға: — Мана бу силәрниң Падишариңлар! — деди. 15— Йоқитиң, йоқитиң, Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп вақирашти йәһудийлар. — Мени Падишариңларни чапрас яғачқа миқлатсун дәмсиләр? — деди Пилатус. Алий роһанийлар: — Рим императоридин башқа падишаримиз йоқ! — дәп вақирашти. 16Буниң билән һәзрити Әйса һаким Пилатусниң буйруғи билән чапрас яғачқа миқлинишқа тапшурулди. Һәзрити Әйсаниң чапрас яғачқа миқлиниши 17Ләшкәрләр һәзрити Әйсани елип маңди. У Өз чапрас яғичини дүмбисигә артип, «Баш сүйәк» (арамий тилида «Голгота») дегән йәргә барди. 18Улар Уни шу йәрдә чапрас яғачқа миқлап, чапрас яғачни тиклиди. Һәзрити Әйсаниң икки тәрипидә йәнә икки җинайәтчи бар болуп, уларму Униң билән тәң миқланди. Һәзрити Әйсаниң чапрас яғичи икки җинайәтчиниң оттурисиға тикләнгән еди. 19Һаким Пилатус тахтиға «Насирәлик Әйса — йәһудийларниң Падишаси» дәп йезип, чапрас яғачқа астуруп қойди. 20Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә үч хил йезиқта йезилғанлиғи һәм һәзрити Әйса миқланған йәр шәһәргә йеқин болғанлиғи үчүн, нурғун йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуған еди. 21Шуңа йәһудийларниң алий роһанийлири һаким Пилатусқа: — «Йәһудийларниң Падишаси» дәп язмаң, Өзини «Мән йәһудийларниң Падишаси дегән» дәп йезиң, — дейишти. 22Бирақ һаким Пилатус уларға: — Язидиғинимни яздим! — деди. 23Ләшкәрләр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиғандин кейин, Униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бири бир үлүштин елишти. Тониниң ичидики узун көйнәкниму елишти. Бу көйнәк тикилмигән болуп, баштин аяқ бир туташ тоқулған еди. 24Шуниң билән ләшкәрләр бир-биригә: — Буни житмай, чәк ташлайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти. Буниң билән Муқәддәс Язмилардики мону сөзләр әмәлгә ашурулди: «Тонумни бөлүшти улар, Көйнигим үчүн тартишти чәкләр». Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти. 25Һәзрити Әйсаниң чапрас яғичиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопаниң аяли Мәрийәм вә мәҗдәллик Мәрийәмләр туратти. 26Һәзрити Әйса аниси билән Өзи яхши көридиған шагиртиниң биргә турғанлиғини көрүп, анисиға: — Ана, бу сизниң оғлуңиз болсун, — деди. 27Кейин шагиртиға: — Бу сениң анаң болсун, — деди. Шу вақиттин етиварән, һәзрити Әйсаниң у шагирти Мәрийәмни өзиниң өйидә турғузди. Һәзрити Әйсаниң өлүми 28Һәзрити Әйса һәммә ишлириниң тамамланғанлиғини билди. Андин: — Уссидим! — деди. Буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләр әмәлгә ашурулди. 29У йәрдә әрзән үзүм шарави билән толтурулған бир туң бар еди. Улар үзүм шаравиға чиланған бир парчә латини лепәкгүл ғолиға бағлап, һәзрити Әйсаниң ағзиға узатти. 30Һәзрити Әйса үзүм шаравини тетиғандин кейин: — Тамам болди! — дедидә, бешини төвән чүширип, җан бәрди. Һәзрити Әйсаниң биқиниға нәйзә санчилиши 31У күни «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Бу һейт дәм елиш күнигә тоғра кәлгән еди. Йәһудийлар чапрас яғачқа миқланғанларниң җәсидини дәм елиш күнидә чапрас яғачта қалдурушни тоғра көрмәтти. Шуңа йәһудий ақсақаллири җәсәтләрни чапрас яғачтин еливетиш мәхситидә, һаким Пилатустин миқланғанларниң тезирәк өлүши үчүн уларниң путлирини чеқиветишни тәләп қилди. 32Шуниң билән ләшкәрләр берип, һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланған һелиқи икки адәмниң путлирини чеқивәтти. 33Лекин һәзрити Әйсаға кәлгәндә, Униң аллиқачан өлгәнлигини көрди, шуниң билән Униң путини чақмиди. 34Бирақ ләшкәрләрдин бири Униң биқиниға нәйзисини санчиведи, шу ан қан вә су еқип чиқти. 35Силәрни ишәнсун дәп, буни көргүчи гувалиқ бәрди. Униң гувалиғи һәқтур. Көргүчи өзиниң ейтқанлириниң һәқ екәнлигини билиду. 36-37Бу ишларниң һәммиси Муқәддәс Язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сунмайду» вә «Улар өзлири нәйзә санчиған Адәмгә қаришип қалиду», дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашурди. Һәзрити Әйсаниң дәпнә қилиниши 38Бу ишлар йүз бәргәндин кейин, араматиялиқ Йүсүп һәзрити Әйсани дәпнә қилиш үчүн һаким Пилатустин Униң җәсидини елип кетишни тәләп қилди. (Йүсүп һәзрити Әйсаниң әгәшкүчиси еди, лекин йәһудий ақсақаллиридин қорққинидин буни мәхпий тутатти.) Һаким Пилатус рухсәт бәргәндин кейин, Йүсүп берип һәзрити Әйсаниң җәсидини чапрас яғачтин чүширип елип кәтти. 39Бурун бир кечиси һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән Никодимму җәсәткә чачидиған сәбрә арилаш мурмәкки дегән дора-дәрмандин оттуз нәччә килограмм елип, Йүсүп билән биллә кәлди. 40Иккиси һәзрити Әйсаниң җәсидини йәһудийларниң дәпнә қилиш адити бойичә дора-дәрманларни чечип, кәндир рәхт билән орап кепинлиди. 41Һәзрити Әйса чапрас яғачқа миқланған йәрдә бир бағ болуп, бағниң ичидә техи һеч ким қоюлмиған йеңи бир өңкүр йәрлик бар еди. 42Бу күн һейтниң һарписи һәм бу йәрлик йеқин җайда болғанлиғи сәвәвидин, улар һәзрити Әйсани шу йәргә дәпнә қилди. 20 Һәзрити Әйсаниң тирилиши 1Йәкшәнбә күни таң техи йорумиғанда, мәҗдәллик Мәрийәм һәзрити Әйсаниң йәрлигигә барди вә өңкүрниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди. 2У жүгригән пети Симун Петрус вә һәзрити Әйса яхши көридиған һелиқи шагиртниң йениға келип, уларға: — Рәббимизни йәрлигидин еливетипту, қәйәргә қойғанлиғини билмидуқ! — деди. 3Петрус билән һелиқи шагирт ташқириға чиқип, йәрликкә қарап йол алди. 4Иккиси биллә жүгришип маңди, лекин һелиқи шагирт Петрустин тез жүгрәп, йәрликкә биринчи болуп йетип барди. 5У иңишип ичигә қарап, кәндир кепинниң у йәрдә йейиқлиқ турғанлиғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди. 6Кәйнидин Симун Петрус йетип келип, йәрликкә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған кепинни көрди. 7Һәзрити Әйсаниң бешиға чигилгән яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепин билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти. 8Андин йәрликкә авал кәлгән шагиртму йәрликниң ичигә кирип, әһвални көрүп, һәзрити Әйсаниң тирилгәнлигигә ишәнди. 9Шундақ болсиму, улар һәзрити Әйсаниң өлүп қайта тирилиши керәклиги һәққидә Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләрни техичә чүшәнмигән еди. 10Шуниңдин кейин иккиси өзлири туруватқан җайға қайтишти. Һәзрити Әйсаниң мәҗдәллик Мәрийәмгә көрүнүши 11Мәрийәм болса йәрликниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғлап туруп йәрликниң ичигә иңишип қариведи, 12ақ кийим кийгән икки периштәни көрди. Уларниң бири һәзрити Әйсаниң җәсиди қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти. 13Улар Мәрийәмдин: — Ханим, немишкә жиғлайсиз? — дәп сориди. — Рәббимни елип кетипту, Уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйватимән, — деди Мәрийәм. 14У шу гәпни қилипла кәйнигә қариведи, бириниң у йәрдә турғинини көрди. У дәл һәзрити Әйса еди. Лекин у һәзрити Әйса екәнлигини биләлмиди. 15— Ханим, немишкә жиғлайсиз, кимни издәйсиз? — дәп сориди һәзрити Әйса. Мәрийәм Уни бағвән дәп ойлап: — Тәхсир, әгәр Уни сиз йөткәвәткән болсиңиз, қәйәргә қойғанлиғиңизни ейтип бәргәйсиз, мән Уни елип кәлсәм, — деди. 16— Мәрийәм! — деди һәзрити Әйса униңға. Мәрийәм бурулупла, ибраний тилида: — Раббони! — деди. (Бу сөз «устаз» дегән мәнада.) 17— Маңа қолуңизни тәккүзмәң, чүнки Мән техи Атамниң йениға қайтип чиқмидим. Берип қериндашлиримға ейтиң: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!» — деди һәзрити Әйса. 18Шуниң билән мәҗдәллик Мәрийәм шагиртларниң йениға берип, уларға: — Рәббимизни көрдүм! — деди. Андин һәзрити Әйсаниң өзигә ейтқанлирини уларға сөзләп бәрди. Һәзрити Әйсаниң шагиртлириға көрүнүши 19Шу йәкшәнбә күни кәчтә шагиртлар җәм болған йеридә йәһудийлардин қорққанлиғидин өйниң ишиклирини тақавәткән еди. Шу пәйттә һәзрити Әйса уларниң арисида пәйда болуп, өрә турған һалда уларға: — Аман болуңлар! — деди 20вә арқидинла қоллири вә биқинини уларға көрсәтти. Шагиртлар Рәббини көргинидин қин-қиниға патмай хошал болушуп кәтти. 21Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Аман болуңлар! Атам Мени әвәткинидәк, Мәнму силәрни әвәтимән, — деди. 22Бу сөзләрни қилип болғандин кейин, уларға бир пүвләп: — Худаниң Муқәддәс Роһиға муйәссәр болуңлар. 23Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гуналири кәчүрүм қилиниду. Кимниң гуналирини кәчүрүм қилмисаңлар, униң гуналири кәчүрүм қилинмайду,* — деди. Һәзрити Әйсаниң Томасқа көрүнүши 24Он икки шагирттин бири, йәни «қош гезәк» дәп атилидиған Томас һәзрити Әйса кәлгәндә, уларниң йенида әмәс еди. 25Кейин улар униңға: — Биз Рәббимизни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас: — Униң қоллирида миқниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тәккүзүп бақмиғичә һәргиз ишәнмәймән, — деди. 26Бир һәптидин кейин шагиртлар йәнә шу өйдә җәм болған болуп, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ болсиму, һәзрити Әйса кирип уларниң арисида туруп: — Аман болуңлар! — деди. 27Андин Томасқа: — Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тәккүзүп бақ. Гуман қилмай, Маңа ишән, — деди. 28— Сән мениң Рәббим һәм Худайимсән! — деди Томас Униңға җававән. 29Һәзрити Әйса униңға: — Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиңму? Көрмәй туруп ишәнгәнләр нәқәдәр бәхитлик һә! — деди. Бу китаптики мәхсәт 30Һәзрити Әйса шагиртлириниң алдида бу китапта йезилмиған башқа нурғун мөҗүзиләрниму көрсәтти. 31Бу хатириләр силәрни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ, шундақла Худа Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ Униңға бағлинип һаятлиққа еришсун, дәп йезилди. *23. Бу әлчиләрниң кишиләрниң гунайини кәчүрүм қилиш һоқуқи бар, дегәнлик әмәс. Пәқәт Худала гунани кәчүрүм қилалайду. Бу йәрдә әлчиләргә һәзрити Әйсаға ишәнгәнләрниң гунайиниң кәчүрүм қилинғанлиғини җакалаш имтиязи берилгәнлиги шәрһиләнгән.
21 Һәзрити Әйсаниң йәттә шагиртиға көрүнүши 1Бу ишлардин кейин һәзрити Әйса Тиберийә көлиниң бойида шагиртлириға йәнә бир қетим көрүнди. Бу қетимқи көрүнүшниң җәрияни мундақ болди: 2Симун Петрус, «Қош гезәк» дәп атилидиған Томас, Җәлилийәдики каналиқ Натанйәл, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки шагирт биллә еди. 3Симун Петрус: — Мән белиқ тутқили баримән, — деди. Көпчилик: — Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти. Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин кечичә һеч нәрсә туталмиди. 4Таң атқанда һәзрити Әйса су бойида туратти, бирақ шагиртлар Униң һәзрити Әйса екәнлигини билмиди. 5Һәзрити Әйса: — Балилар, силәрдә белиқ йоқму? — дәп сориди. — Йоқ, — дәп җавап бәрди улар. 6— Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, андин туталайсиләр, — деди һәзрити Әйса. Улар торни шу яққа ташлаведи, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди. 7Һәзрити Әйсаниң яхши көргән шагирти Петрусқа: — Бу Рәббимизғу! — деди. Симун Петрус Униң һәзрити Әйса екәнлигини аңлап, селивәткән чапинини кийип, суға сәкриди. 8Қалғанлар қирғақтин анчә жирақ әмәс, тәхминән йүз метрчә жирақлиқта болуп, белиқ билән толған торни кемә билән тартип қирғаққа кәлди. 9Улар қирғаққа чиққанда, яғач көмүрдин йеқилған үстидә белиқ бар гүлханни вә нанни көрди. 10Һәзрити Әйса: — Әнди тутқан белиғиңлардин әкелиңлар, — деди. 11Симун Петрус кемигә чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәми бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болсиму, тор житилмиған еди. 12Һәзрити Әйса: — Келиңлар, тамақ йәңлар, — деди. Шагиртларниң ичидә бирәрсиму Униңдин: — Сиз Ким болисиз? — дәп сорашқа петиналмиди, чүнки улар Униң өзлириниң Рәбби екәнлигини билди. 13Һәзрити Әйса нан билән белиқни әкелип уларға бәрди. 14Мана бу һәзрити Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, шагиртлириға үчинчи қетимқи көрүнүши еди. Һәзрити Әйсаниң Петрус билән сөзлишиши 15Тамақтин кейин һәзрити Әйса Симун Петрустин: — Юһанна оғли Симун, сән Мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди. — Шундақ, Рәббим, мениң Сизни сөйидиғанлиғимни Сиз билисиз, — деди Петрус. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қозилиримни отлат! — деди. 16Иккинчи қетим йәнә униңдин: — Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус йәнә: — Шундақ, Рәббим, мениң Сизни сөйидиғанлиғимни билисиз, — деди. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни бақ, — деди. 17Үчинчи қетим йәнә: — Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус һәзрити Әйсаниң бу соални үч қетим сориғанлиғиға көңли бир қисма болуп: — Рәббим, Сиз һәммини билисиз, Сизни сөйидиғанлиғимниму билисиз, — деди. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни отлат. 18Билип қойғинки, яш вақтиңда өз бәлбеғиңни өзәң бағлап, халиған йериңгә кетәттиң, лекин қериғанда қоллириңни узитип берисән. Башқилар сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди. 19Һәзрити Әйса бу сөзни Петрусниң қандақ өлүм арқилиқ Худаға шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғини билдүрүш үчүн ейтти. Андин униңға йәнә: — Маңа әгишивәр, — деди. 20Петрус кәйнигә бурулуп, һәзрити Әйсаниң яхши көридиған шагиртиниң әгишип келиватқанлиғини көрди. (Бу һәзрити Әйсаниң ахирқи кәчлик тамиғида Униңға йеқин олтирип: «Әй Рәббим, Сизни тутуп бәрмәкчи болған кимду?» дәп сориған шагирт еди.) 21Петрус уни көрүп, һәзрити Әйсадин: — Әй Рәббим, бу адәм кәлгүсидә қандақ болар? — дәп сориди. 22— Әгәр Мән қайта кәлгичә униң һаят болушини халисам, буниң сән билән немә мунасивити бар? Маңа әгишивәр, — деди һәзрити Әйса униңға. 23Буниң билән қериндашлар арисида һелиқи шагиртниң өлмәйдиғанлиғиға даир гәп тарқалди. Лекин һәзрити Әйса Петрусқа: «У өлмәйду», демигән еди. Пәқәт: «Әгәр Мән қайта кәлгичә униң һаят болушини халисам, буниң сениң билән немә мунасивити бар?» дегән еди. Хатимә 24Бу ишларға гувалиқ бәргүчи һәм бу ишларни хатирилигүчи әйнә шу шагирттур. Бизму билимизки, униң гувалиғи һәқтур. 25Һәзрити Әйса булардин башқа нурғун ишларниму қилған еди. Әгәр уларниң һәммиси айрим-айрим йезилған болса, мениңчә китаплар пүтүн дунияға сиғматти! |
|||||||||||||||||||||||