Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1 1-2Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи һаятлиққа еришиш вәдисини җакалаш үчүн, Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин өз оғлумдәк қәдирлик Тимотийға салам! Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһимдиллик вә аманлиқ ата қилғай! Шүкүр вә мәдәт 3Мән худди әҗдатлиримға охшаш Худаға пак вижданим билән хизмәт қиливатимән. Мән сән үчүн Худаға шүкүр ейтимән. Мәйли кечә яки күндүз болсун дуалиримда сени дайим әсләп туримән. 4Айрилған вақтимизда аққузған көз яшлириңни әслигинимдә, сән билән йәнә бир қетим көрүшүшни интайин арзу қилимән. Сән билән көрүшүш мени интайин хошал қилиду. 5Сениң сәмимий ишәнчиң есимдин чиқмайду. Әң авал момаң Лоидә вә анаң Әвникидә бар болған ишәнчниң әнди сәндиму бар екәнлигигә чоңқур ишинимән. 6Шуниң үчүн мән шуни ядиңға салайки, қоллиримни учаңға қойған чағда Худа саңа бәргән қабилийәтни толуқ ишләткәйсән. 7Чүнки Худа бизгә ата қилған Муқәддәс Роһ бизни қорқунучқа салмайду, бәлки Худаға хизмәт қилишимиз үчүн, бизни күч-қудрәт вә меһир-муһәббәт билән толтуруп, өзимизни тутувелишимизға ярдәм бериду. 8Шуңа Рәббимиз һәққидә Хуш Хәвәр йәткүзүштин вә Униң үчүн хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мәндин номус қилма. Әксичә Худа саңа ата қилған күч-қудрәткә тайинип, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә азап-оқубәт чекишкә тәйяр тур. 9Худа бизни қутқузуп, пак яшашқа чақирди. Бу бизниң қилған яхши әмәллиримиз билән әмәс, бәлки Худаниң ирадиси вә меһир-шәпқити билән болди. Худа бизгә Әйса Мәсиһ арқилиқ бу меһир-шәпқәтни көрситидиғанлиғини дуния яритилиштин илгирила планлиған еди. 10Һазир бу меһир-шәпқәт Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң келиши билән аян болди. Әйса Мәсиһ инсанларни қоршавға алған өлүмниң күчини бекар қилип, Хуш Хәвәр арқилиқ инсанларға мәңгү һаят йолини ечип бәрди. 11Мән бу Хуш Хәвәрниң җакалиғучиси вә әлчиси, шундақла у тоғрисида тәлим бәргүчиси болуп тайинланған. 12Һазирқи бу азап-оқубәтләрни тартишимниң сәвәвиму шу. Лекин буниңдин номус қилмаймән, чүнки мән кимгә ишәнгәнлигимни билимән һәм Худаниң маңа аманәт қилған бу Хуш Хәвәрни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән.* 13Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңдин кәлгән ишәнч вә меһир-муһәббәт ичидә яшап, мәндин аңлиған һәқиқий тәлимләрни низам қилип, униңда чиң тур. 14Саңа аманәт қилинған бу қиммәтлик һәқиқәтни һәммимизниң қәлбидә бар болған Муқәддәс Роһниң ярдими билән сақла. 15Аңлиғиниңдәк, Асия өлкисидики* мәсиһийләрниң һәммиси дегидәк мени ташлавәтти. Уларниң арисида Фигел вә Ермогенму бар. 16Рәббимиз Онесифорниң аилисидикилиригә рәһим-шәпқәт қилғай, чүнки у көп қетим мени йоқлап, көңлүмни көтәрди. У мениң мәһбус болғанлиғимдин номус қилмиди. 17Рим шәһиригә кәлгинидә, у мени тапқичә көп аварә бопту. 18Қиямәт күни униң Рәббимизниң рәһим-шәпқитигә еришишини тиләймән. Әфәс шәһиридә униң маңа қилған нурғун хизмитидин сениңму убдан хәвириң бар. *12. Ушбу айәтниң ахирқи җүмлисини «Һәм мениң Худаға аманәт қилғанлиримни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән», дәп чүшинишкиму болиду. *15. Бу йәрдики Асия өлкиси һазирқи Түркияниң ғәрбий қисмини көрситиду.
2 Әйса Мәсиһниң садиқ җәңчиси 1Әй оғлум, сән Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқитигә тайинип күчлүк бол. 2Сән мәндин үгәнгән тәлимләрни көп мәсиһийләр аңлиған вә бу тәлимләрниң тоғра екәнлигигә гувалиқ берип кәлгән. Әнди бу тәлимләрни ишәнчлик һәм башқиларға тәлим берәләйдиған кишиләргә йәткүзгин. 3Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуп, мән билән биргә азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур. 4Җәңчи болған киши өз команданини рази қилиш үчүн, турмушниң ушшақ-чүшәк ишлириға башқа пухралардәк арилашмаслиғи керәк. 5Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғалибигә еришәлмәйду. 6Әҗир сиңдүргән дехан алған һосулидин әлвәттә биринчи болуп һөзүрлиниду. 7Бу һекмәтлик сөзләрни яхши ойла, чүнки Рәббимиз саңа бу ишларниң һәммисидә әқил бериду. 8Сән Давут падишаниң Әвлади болған вә өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни есиңдә тут. Мана бу мән йәткүзүватқан Хуш Хәвәр. 9Бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигимдин көп азап-оқубәт чәктим, һәтта җинайәтчиләрдәк кишәнлинип зинданға ташландим. Лекин һеч ким Худаниң сөзини кишәнләлмәйду. 10Шуниң үчүн Худа таллиған бәндиләрниң Әйса Мәсиһ тәрипидин қутқузулуши вә мәңгүлүк шан-шәрәпкә еришиши үчүн һәр қандақ азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериватимән. 11Төвәндики бу сөзләр ишәнчликтур: Әйса Мәсиһ билән биллә өлгән екәнмиз, Униң билән йеңи һаятта биллә яшаймиз. 12Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз Униңдин тансақ, Уму биздин таниду. 13Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур. Чүнки У чоқум Өзиниң сөзидә турмай қалмайду. Худани хурсән қилидиған хизмәтчи 14Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду. 15Худаниң һәқиқитини тоғра чүшәндүрүп, өзәңни Худа алдида йәргә қарап қалмайдиған, бәлки Худани хурсән қилидиған хизмәтчи қилип йетиштүрүшкә тириш. 16Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду. 17Уларниң гәплири худди зәһәрлик өсмидәк тезла ямрап кетиду. Именей вә Филетларму мана шундақ гәп-сөзләрни қилғучилардиндур. 18Улар өлгәнләрниң тирилишидин ибарәт бу иш аллиқачан йүз берип болди дәп,* һәқ йолдин чәтнәп, бәзиләрниң ишәнчигә бузғунчилиқ қилмақта. 19Бирақ Худа қурған һул* мәзмут турмақта. Униңда мону сөзләр тамғилинип йезилған: «Рәббимиз Өзигә мәнсүп кишиләрни тонуйду», «Өзлирини Рәббимизгә мәнсүп дәйдиған кишиләр яманлиқлардин қол үзсун». 20Бай аилиләрдә пәқәт алтун-күмүч қачиларла болуп қалмай, яғач, сапал қачиларму болиду. Алтун-күмүч қачилар алаһидә сорунларда, башқилири болса адәттики сорунларда ишлитилиду. 21Әгәр бир киши өзини жуқурқи яман ишлардин пак тутса, у худди алаһидә сорунларда ишлитилидиған алтун-күмүч қачиға охшайду. Чүнки у пак болиду һәм ғоҗайиниға, йәни Худаға ярамлиқ киши болуп, һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр туриду. 22Шуңа яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзәңни тарт. Пак қәлб билән Рәббимизни чақирған башқа кишиләр билән биллә һәққанийлиқ, ишәнч, меһир-муһәббәт вә инақлиқни издә. 23Әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишишни рәт қил. Чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән. 24Рәббимизниң хизмәткари җедәлхор болмаслиғи, әксичә һәммигә меһриван вә тәлим беришкә маһир, сәвир-тақәтлик болуши керәк. 25Рәббимизниң тәлимигә қарши турғанларғиму мулайимлиқ билән несиһәт қилиш керәк. Бәлким Худа уларға һәқиқәтни биливелиш үчүн товва қилиш пурситини бериду. 26Буниң билән улар уйқисини ечип, өзлирини тутқун қилип арзусиға йәтмәкчи болған шәйтанниң торидин қутулалайду. *18. Бу «Бир адәм Әйса Мәсиһкә ишәнгәндә, униң роһи аллиқачан Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп тирилиду. Бу тирилиш пәқәт роһий җәһәттә болуп, кәлгүсидә тән җәһәттә йүз бәрмәйду» дегән хата көз қараштур. *19. Һул — мәсиһийләр җамаитини, Худаниң һәқиқитини яки Әйса Мәсиһниң Өзини көрситиши мүмкин.
3 Ахир заман 1Шуни билгинки, ахир заманда еғир күнләр болиду. 2У чағда инсанлар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, махтанчақ, тәкәббур вә күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вапаға җапа қилидиған, Худаға бепәрвалиқ қилидиған, 3көйүмсиз, башқиларни кәчүрмәйдиған, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһши, шундақла хәйир-сахавәтниң дүшмини болиду. 4Улар сатқун, һәддидин ашқан вә һакавур болуп, кәйп-сапани Худадин яхши көриду. 5Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худаниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур. 6Уларниң арисидики бәзи кишиләр башқиларниң өйлиригә көз боямчилиқ билән киривелип, ирадиси аҗиз, гунаға патқан вә һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болуп қалған аялларни аздуриду. 7Бундақ аяллар һәр қандақ адәмниң тәлимлирини аңлайду вә һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду. 8Янни билән Ямбири* Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Бу аздурғучиларниң қәлби бузулуп кәткән, ишәнчи сахта болуп, улар Худа тәрипидин рәт қилинған кишиләрдур. 9Уларниң қилмишлири узаққа давамлишалмайду, чүнки Янни билән Ямбириниң әқилсизлиги паш болғандәк, буларниң әқилсизлигиму халайиқ алдида чоқум паш болиду. Павлусниң вәсийәтлири 10-11Лекин сән мениң тәлимим, жүрүш-турушум, һаятлиқ нишаним, ишәнчим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим һәм учриған зиянкәшлигим вә тартқан азап-оқубәтлиримгә диққәт-етивариңни қаритип кәлдиң. Болупму Антакя, Коня вә Листра шәһәрлиридә учриған зиянкәшликләргә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигимдин һәм Рәббимизниң мени бу ишларниң һәммисидин қутқузғанлиғидин толуқ хәвириң бар. 12Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған, Худаға садақәтмәнлик билән һаят кәчүрүшкә ирадә бағлиғанларниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду. 13Яман вә сахтипәз кишиләрниң әһвали бурунқидинму яманлишип, башқиларни алдаш билән биллә өзлириму алдинип кетиду. 14Лекин сән һазирғичә үгинип кәлгән вә чоңқур ишәнгән һәқиқәттә давамлиқ чиң тур, чүнки бу һәқиқәтни ишәшлик кишиләрдин үгәнгәнлигиңни билисән. 15Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди. 16Пүтүн Муқәддәс Язмилар Худаниң көрсәтмиси бойичә йезилған болуп, у һәқиқәт тоғрисида тәлим бериш, хаталиқларни көрситип бериш, камчилиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийлиққа йетәкләшкә пайдилиқтур. 17У Худаға мәнсүп болған кишиләрни толуқ қуралландуруп, уларни һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр турғузалайду. *8. Янни билән Ямбири исраилларниң Мисирдин қайтишидин бурун Муса пәйғәмбәргә қарши турған Мисир падишасиниң сехиргәрлиридур.
4 1Мән тирикләр билән өлгәнләрни сорақ қилидиған һәм Өз Падишалиғини қуруш үчүн қайта келидиған Әйса Мәсиһниң, шундақла Худаниң алдида саңа буйруқ қилимәнки, 2пурсәт болсун яки болмисун, һәр вақит Худаниң сөзини йәткүзгин. Сән зор сәвир-тақәт вә яхши тәлим бериш билән кишиләрниң хаталиқлирини түзәткүз һәм уларни агаһландурғин вә илһамландурғин. 3Чүнки шундақ бир заман келидуки, у чағда инсанлар Худа тоғрисидики тоғра тәлимләрни аңлашни халимайду. Бәлки улар қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн өз һәвәслиригә уйғун келидиған тәлим бәргүчиләрни издәйду. 4Һәқ сөзләрни рәт қилип, бемәна әпсаниләргә қулақ салиду. 5Лекин сән һәр қандақ әһвалда өзәңни сәгәк тут. Азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур. Һәр вақит Хуш Хәвәр йәткүзүш хизмитидә болуп, Худа саңа тапшурған вәзипини ада қил. 6Әнди өзәмгә кәлсәм, һаятим Худаға қурванлиқ орнида тәғдим қилиниш алдида туриду. Мениң бу дуниядин айрилидиғинимға аз қалди. 7Мән Худа йолида ахирғичә күрәш қилдим, йәни жүгрәш мусабиқисиниң пүтүн мәнзилини бесип болдум, ишәнчимдә чиң туруп кәлдим. 8Һазир һәққанийлиқ таҗи мени күтүп туриду. Уни адил сорақ қилидиған Рәббимиз қайта кәлгәндә, маңа кийдүриду. Шундақла уни ялғуз маңила әмәс, Униң қайта келишини интизарлиқ билән күтүп турғанларниң һәммисигә кийдүриду. Ахирқи сөзләр 9Йенимға тездин йетип келишкә тириш. 10Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти. 11Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзәң билән биллә елип кәл. У хизмәтлиримдә маңа ярдәмчи болиду. 12Тикикусни Әфәс шәһиригә әвәтивәттим. 13Келишиңдә Троас шәһиридә болған вақтимда Карпусниң йенида қалдуруп қойған тонум билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин. 14Мискәр Искәндәр маңа көп зиянкәшлик қилди. Рәббимиз чоқум униңға қилмишлириға лайиқ җаза яндуриду. 15Сәнму униңдин һошияр бол, чүнки у биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә күчиниң баричә қарши чиқти. 16Биринчи қетим сотланғинимда маңа ярдәм қилидиғанлар чиқмиди, әксичә һәммиси мени ташлап кәтти. Худа уларни кәчүрүм қилғай. 17Лекин Худа мән билән биллә болуп, маңа Хуш Хәвәрни толуқ җакалашқа мәдәт бәрди. Нәтиҗидә у йәрдики һәммә йәһудий әмәсләр бу Хуш Хәвәрни аңлиди. Буниң билән Худа мени бу қетимқи соттин, йәни йолвасниң ағзидин қутулдуруп чиқти. 18Рәббимиз мени һәр хил яманлиқлардин қутқузуп, асмандики Өз Падишалиғиға бехәтәр йәткүзгәй. Барлиқ шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин! Ахирқи салам 19Мәндин Прискила билән ери Аквилаға вә Онесифорниң аилисидикиләргә салам ейт. 20Ераст Коринт шәһиридә қалди. Трофим кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милет шәһиридә қалдуруп қойдум. 21Қиш кирип кәлгичә бу йәргә келишкә тиришқин. Евул, Пуд, Лин, Клавдия вә барлиқ қериндашлардин саңа салам. 22Рәббимиз силәр билән биллә болғай. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болсун! |
||||||