«Сәрдарлар»
1 Исраилларниң Қанан зиминини давамлиқ ишғал қилиши 1 Йошува аләмдин өткәндин кейин исраиллар Пәрвәрдигардин: — Қанан зиминидики қовумлар билән җәң қилғили биздин қайси қәбилә авал чиқсун? — дәп сориди. 2 Пәрвәрдигар җававән: — Йәһуда қәбилиси чиқсун, бу зиминни уларға ата қилимән, — деди. 3-4 Шуниң билән Йәһуда қәбилисидикиләр өз қериндашлири болған Шимон қәбилисигә: — Бизгә тәхсим қилинидиған зиминға берип, қананлиқлар билән җәң қилиш үчүн биз билән биллә бериңлар. Кейин силәргә тәхсим қилинидиған зиминға берип, силәргә ярдәм берәйли, — деди. Шундақ қилип, Шимон қәбилиси билән Йәһуда қәбилиси бирлишип җәң қилди. Пәрвәрдигар қананлар билән пәриззиләрни уларниң қолиға чүширип бәрди. Улар Бәзәқ шәһиридә он миң адәмни өлтүрүвәтти. 5 Улар у йәрдә падиша Адони-Бәзәқ вә униң ләшкәрлири билән учришип, улар билән җәң қилип, қананлар билән пәриззиләрни мәғлуп қилди. 6 Адони-Бәзәқ қачқанда, улар уни қоғлап тутувелип, пут-қоллириниң баш бармақлирини кесивәтти. 7 Адони-Бәзәқ: — Мән илгири 70 падишаниң пут-қоллириниң баш бармақлирини кесивәткән едим, улар мениң дәстихинимдин ашқан тамақларни терип йәтти. Әнди Худа қилғанлиримни өзәмгә яндурди, — деди. У Йерусалимға елип берилғандин кейин өлди. 8 Йәһуда қәбилиси Йерусалимға һуҗум қилип, у шәһәрни ишғал қилди вә аһалисини қирғин қилип, шәһәргә от қоювәтти. 9 Кәйнидинла улар тағлиқ районда җәнубий чөллүктә, ғәрбий идирлиқ 10 вә Һиброн (илгири Қирят-Арба шәһири дәп атилатти) шәһиридә яшайдиған қананлиқлар билән җәң қилип, Шешай, Ахиман вә Талмай қатарлиқ ләшкәр башлирини мәғлуп қилди. 11 Йәһуда қәбилиси у йәрдин өтүп Дибир (илгири Қиръат-Сефәр дәп атилатти) шәһиригә һуҗум қилди. 12 Йәһуда қәбилисиниң башлиғи Калиб: — Қиръат-Сефәр шәһирини ким алса, қизим Аксаһни шуниңға беримән, — деди. 13 У шәһәрни Калибниң иниси Қеназниң оғли Отниел алди. Калиб қизи Аксаһни униңға бәрди. 14 Бир күни Аксаһ атисини йәнә бир парчә йәр беришкә мақул кәлтүрүш үчүн униң алдиға барди. Аксаһ ешәктин чүшүши биләнла атиси униңдин: — Немигә кәлдиң? — дәп сориди. 15 Аксаһ: — Мән пәқәт бирла нәрсә тәләп қилип кәлдим. Ата, маңа булиғи бар йәрләрдин бәрсиңиз, чүнки маңа бәргән йәрлириңизниң һәммиси җәнубий чөллүктики йәрләр екән, — деди. Шуниң билән Калиб жуқури вә төвәндики булақларни униңға бәрди. 16 Муса пәйғәмбәрниң қейинатисиниң әвлатлири болған қенлар хормизарлиқ шәһәр Ерихадики Йәһуда қәбилисидикиләр билән биллә Арад шәһириниң җәнубидики Йәһуда чөлигә берип, у йәрдә олтирақлишип қалди. 17 Йәһуда қәбилиси өз қериндашлири болған Шимон қәбилиси билән биллә Зифат шәһиригә берип, у йәрдә яшайдиған қананлиқларни мәғлуп қилди вә у шәһәрни тәлтөкүз вәйран қилди. У җайға Хурмаһ дәп нам қойди. 18 Йәһуда қәбилиси йәнә Газа, Ашқилон, Әқрон қатарлиқ шәһәрләрни вә бу шәһәрләрниң әтрапидики зиминларни ишғал қилди. 19 Пәрвәрдигар Йәһуда қәбилисигә ярдәм қилғанлиғи үчүн, улар тағлиқ районларни ишғал қилалиди. Лекин түзләңликтә яшайдиғанларниң төмүр билән мустәһкәмләнгән җәң һарвулири болғачқа, Йәһуда қәбилиси уларни қоғлап чиқиришқа амалсиз қалди. 20 Муса пәйғәмбәрниң илгири тапилиған сөзлири бойичә Һиброн шәһири Калибқа берилди. Калиб Анақ қовумидин болған үч ләшкәр бешини у шәһәрдин қоғлап чиқиривәтти. 21 Лекин Бинямин қәбилиси Йерусалим шәһиридики йибусларни қоғлап чиқармиди. Шуңа йибуслар у йәрдә һазирғичә Бинямин қәбилиси билән биллә яшап кәлмәктә. 22-23 Йүсүпниң әвлатлири Бәйтәл шәһиригә һуҗум қилди. Бу чағда бу шәһәрниң нами Луз еди. Пәрвәрдигар уларға яр болған еди. Улар шәһәргә чарлиғучи әвәтти. 24 Чарлиғучилар шәһәрдин чиқиватқан бир кишини тосап, униңға: — Шәһәргә қандақ киришни дәп бәрсәң, саңа зиян-зәхмәт йәткүзмәймиз, — деди. 25 У киши уларға йолни көрситип бәрди. Шуниң билән Әфрайим вә Манассә қәбилилири шәһәрдики пүтүн аһалиларни қирип ташлап, пәқәт һелиқи адәм билән униң аилисидикиләрнила һаят қалдурди. 26 Кейин у киши хитларниң жутиға берип, у йәрдә бир шәһәр қуруп, у шәһәргә «Луз» дәп нам қойди. У шәһәр һазирғичә шу нам билән атилип кәлмәктә. Исраил қәбилилири тәрипидин қоғлап чиқирилмиған қовумлар 27 Манассә қәбилиси Бәйтшан, Танак, Дор, Иблиам, Мигиддо вә бу шәһәрләрниң әтрапидики йезиларда яшайдиған қананлиқларни қоғлап чиқармиди. Чүнки қананлиқлар у йәрләрдә турушта чиң турувалған еди. 28 Исраиллар күчәйгән вақтида қананлиқларни өзлиригә қулдәк ишләшкә мәҗбур қилди. Лекин уларни бу шәһәрләрдин пүтүнләй қоғлап чиқиривәтмиди. 29 Әфрайим қәбилисиму Гәзәр шәһиридә туридиған қананлиқларни қоғлап чиқармиди. Шуңа қананлиқлар давамлиқ улар билән биллә яшиди. 30 Зәбулун қәбилисиму Қитрон вә Нахалал шәһәрлиридә туридиған аһалиларни қоғлап чиқармиди. Шуңа қананлиқлар у йәрдә давамлиқ туруп қалди. Лекин улар Зәбулун қәбилиси тәрипидин қулдәк ишләшкә мәҗбур қилинди. 31 Ашер қәбилисиму Акко, Сидон, Ахлаб, Акзиб, Хәлбаһ, Афиқ вә Рихоб шәһәрлиридики аһалиларни қоғлап чиқармиди. 32 Улар шу йәрлик қананлиқлар билән биллә яшиди. 33 Нафтали қәбилисиму Бәйт-Шәмәш вә Бәйт-Анат шәһәрлиридики аһалиларни қоғлап чиқармиди. Улар шу йәрлик қананлиқлар билән биллә яшиди, лекин уларни қул қилди. 34 Дан қәбилиси аморлар тәрипидин тағлиқ районларға һайдаветилип, түзләңликләргә кәлтүрүлмиди. 35 Аморлар, Айялон, Шаалбим шәһәрлиридә вә Хәрәс тағлиқ районида турушта чиң турувалған еди. Лекин Әфрайим вә Манассә қәбилилири күчийип, уларни қулдәк ишләшкә мәҗбур қилди. 36 Аморларниң чегариси Чаян давинидин башлинип Сәла дегән йәрдин жуқуриға қарап созулған еди. 2 Исраилларниң бойсунмаслиғи 1 Пәрвәрдигарниң пәриштиси Гилгал шәһиридин Бокимға келип исраилларға: — Мән силәрни Мисирдин елип чиқип, әҗдатлириңларға вәдә қилинған зиминға елип бардим. Мән силәргә: «Силәр билән түзгән келишимимни һәргиз бузмаймән. 2 Силәр һәргиз йәрлик аһалиләр билән бирәр келишим түзмәңлар, уларниң қурванлиқ супилирини бузуп ташлаңлар», дегән едим. Бирақ силәр Мениң дегинимгә бойсунмидиңлар. Бу немә қилғиниңлар? 3 Мән силәргә ейтип қояйки, силәр бу зиминға ичкириләп киргиниңларда, Мән әнди у йәрниң хәлқини қоғлап чиқармаймән. Улар силәрниң биқиниңларға санчилидиған тикән болиду, шундақла уларниң илаһлири силәрни аздуруп қилтаққа чүшириду, — деди. 4 Пәрвәрдигарниң пәриштиси бу сөзләрни қилип болғанда, исраиллар үн селип жиғлишип кәтти, 5 шуңа улар бу йәрни Боким дәп атиди вә бу йәрдә Пәрвәрдигарға қурванлиқ қилди. Йошуваниң аләмдин өтүши 6 Йошува исраилларни тарқитивәткәндин кейин, исраиллар өзлиригә тәхсим қилинған зиминларға егидарчилиқ қилиш үчүн йолға чиқти. 7 Йошува һаят вақтида исраиллар Пәрвәрдигарға ибадәт қилатти. У вапат болғандин кейинму, Пәрвәрдигарниң исраилларға қилип бәргән барлиқ улуғвар ишлирини өз көзи билән көргән ақсақаллар бир өмүр исраиллар билән биргә Пәрвәрдигарға ибадәт қилди. 8 Пәрвәрдигарниң хизмәткари — Нунниң оғли Йошува 110 йешида аләмдин өтти. 9 Йошува өзигә тәхсим қилинған зиминға, йәни Гааш теғиниң шималидики Әфрайим тағлиқ райониниң Тимнат-Хәрәс шәһиригә дәпнә қилинди. 10 Шу дәвирләрдә аләмдин өткәнләрниң әвлатлири Пәрвәрдигарни вә Униң исраилларға қилип бәргән барлиқ ишлирини унтуп кәтти. Исраилларниң Пәрвәрдигардин йүз өрүши 11-13 Кейин исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә яман иш қилип, өзлирини Мисирдин елип чиққан, әҗдатлири етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигардин йүз өрүп, башқа илаһларға, йәни шу әтраптики қовумлар чоқунидиған Баал вә Ашторәт дегән бутларға чоқунуп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди. 14 Шуңа Пәрвәрдигарниң исраилларға қәһәр-ғәзиви қайнап тешип, уларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолиға, йәни әтрапидики дүшмәнлиригә ташлап берип, уларға қарши туралмайдиған қилип қойди. 15 Улар һәр қетим җәңгә чиққанда Пәрвәрдигар Өз қәсимидә ейтқинидәк, уларни зиянға учритип, интайин зор балаю-апәтләргә дучар қилди. Пәрвәрдигарниң исраилларға сәрдарларни тайинлиши 16 Пәрвәрдигар исраилларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолидин қутулдуруш үчүн уларға сәрдарларни тайинлап бәрди. 17 Лекин исраиллар бу сәрдарларғиму бойсунмай, Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилип, башқа илаһларға худди паһишиләрдәк сетилди вә уларға сәҗдә қилишти. Улар Пәрвәрдигарниң буйруқлириға әмәл қилип кәлгән ата-бовилириниң йолини тутмай, тездинла бу йолдин йүз өрүди. 18 Пәрвәрдигар һәр қетим Өзи тайинлиған сәрдарлар билән биллә болуп, улар һаят чағларда хәлиқни дүшмәнлиридин қутқузатти. Пәрвәрдигар исраилларниң азап чекип, хорлуқ ичидә қилған налә-пәриятлирини аңлап, уларға рәһим қилатти. 19 Бирақ сәрдарларниң көзи жумулуши биләнла улар өз сәнимигә дәссәп, хата йолға меңип, ата-бовилиридин бәкирәк яманлиқ қилишип кетәтти. Ят илаһларға чоқунуп, уларға сәҗдә қилип, яманлиқ вә җаһиллиқтин ваз кәчмәтти. 20 Шуңа Пәрвәрдигар исраилларға йәнә ғәзәплинип мундақ деди: — Бу хәлиқ әҗдатлириниң риайә қилишиға буйруған келишимимни бузуп, Маңа бойсунмиди. 21-22 Мән уларниң Мениң йолумда өз әҗдатлиридәк маңидиған-маңмайдиғанлиғини синап беқиш үчүн, Йошува аләмдин өткән вақитта бу йәрдә қелип қалған қовумларни қоғлап чиқармаймән. 23 Шу сәвәвидин Пәрвәрдигар у қовумларни Йошуваниң қолиға чүширип бәрмигән еди. Йошува аләмдин өткәндин кейинму уларни тезла қоғлап чиқиривәтмәй, давамлиқ бу зиминда туруп қелишиға йол қойған еди. 3 Қанан зиминида қелип қалған қовумлар 1-2 Пәрвәрдигар Қанан зиминида бир қисим қовумларни қалдурған еди. Униң мәхсити, урушни өз бешидин өткүзмигән исраилларни синаш һәм уларниң әвлатлириға, болупму әзәлдин җәңгә кирип бақмиған исраилларға җәң қилишни үгитиш еди. 3 Булар филистийәликләрниң бәш бәглиги пүтүн қананлар, сидонлуқлар вә Баал-Хәрмон теғидин Либо-Хаматқичә созулған Ливан тағлиқ районида яшайдиған хивлар еди. 4 Пәрвәрдигар бу қовумларни қалдуруп қойди. Буниң сәвәви — исраилларниң Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәр арқилиқ әҗдатлириға чүшәргән әмирләргә бойсунидиған-бойсунмайдиғанлиғини синап беқиш үчүн еди. 5 Шуниң билән исраиллар қананлар, хитлар, аморлар, пәриззиләр, хивлар вә йибуслар арисида яшап, 6 улар билән өзара тойлишип, уларниң илаһлириға чоқунди. Отниелниң исраилларға сәрдар болуши 7 Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә яман иш қилип, өз Пәрвәрдигари Худани унтуп, Баал вә Ашера дегән бутларға чоқунди. 8 Шуңа Пәрвәрдигар исраилларға ғәзәплинип, уларни Аррам-Нахарайим падишаси Кушан-Ришъатайимниң қолиға чүширип бәрди. Шуниң билән улар 8 жил униңға қул болди. 9 Кейин улар Пәрвәрдигарға йелинип налә-пәрият қилған еди, Пәрвәрдигар уларға бир қутқазғучи тайинлап бәрди. Бу адәм Отниел болуп, у Калибниң иниси Қеназниң оғли еди. 10 Пәрвәрдигарниң Роһи униң вуҗудиға чүшкәчкә, у исраилларниң сәрдари болуп җәңгә чиқти. Пәрвәрдигар Аррам-Нахарайим падишаси Кушан-Ришъатайимни униң қолиға чүширип, уни ғалибә қазандурди. 11 Шуңа бу зимин таки Қеназниң оғли Отниел аләмдин өткичә 40 жил теч-аман турди. Еһудниң исраилларға сәрдар болуши 12 Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә яман иш қилғачқа, Пәрвәрдигар Моаб падишаси Әглонни уларға қарши қилип күчләндүрди. 13 Әглон аммонлар вә амаләкләр билән бирлишип исраилларни мәғлуп қилип, хормизарлиқ шәһәр Ерихани егилиди. 14 Исраиллар Моаб падишаси Әглонға 18 жил қул болди. 15 Кейин исраиллар Пәрвәрдигарға налә-пәрият қилған еди, Пәрвәрдигар уларға бир қутқазғучи тайинлап бәрди. У Бинямин қәбилисидин болған Гераниң оғли Еһуд болуп, солхай еди. Исраиллар Еһудни Моаб падишаси Әглонға мәҗбурий селиқ апирип беришкә әвәтти. 16 Еһуд икки ғерич узунлуқта қош бислиқ бир хәнҗәр соқтуруп, уни оң ямпишиға есип, кийиминиң ичигә йошуруп, 17 мәҗбурий селиқни елип, Моаб падишаси Әглонниң алдиға барди. Әглон наһайити семиз адәм еди. 18-19 Еһуд мәҗбурий селиқни униң алдиға қойди. Андин у өзи билән биллә мәҗбурий селиқни елип кәлгән кишиләр билән Гилгал шәһириниң йенидики таш һәйкәлләр бар җайға барди вә бу кишиләрни шу йәрдә қалдуруп, йәнә өзи ялғуз Әглонниң йениға қайтип келип: — Алийлириға ейтидиған бир мәхпий иш бар еди, — деди. Падиша Еһудқа: — Җим тур! — девиди, хизмәткарлар ташқириға чиқип кетишти. 20 Бу чағда падиша өгүздики салқин балиханисида ялғуз олтиратти. Еһуд униңға йеқин келип: — Мән өзлиригә Худадин кәлгән бир хәвәрни йәткүзмәкчимән, — деди. Падиша орнидин турди. 21 Еһуд сол қоли билән оң ямпишидики хәнҗәрни суғирип елип, падишаниң қосиғиға тиқивәтти. 22 Хәнҗәр сепи билән қошулуп униң семиз қосиғиға кирип кәткәчкә, үчәй-бағри чугулуп чиқти. Еһуд падишаниң қосиғидин хәнҗәрни тартивалмайла, 23 өгүздики балиханидин йенип чиқип, ишикни қулуплап қойди. 24 У чиқип кәткәндин кейин, ясавуллар келип ишикниң қулуплақлиқ турғинини көрди. Улар падиша тәрәт қиливатса керәк, дәп ойлашти. 25 Улар падишаниң узунғичә ишикни ачмиғанлиғидин оңайсизлиқ һис қилди. Ахири улар ачқучни елип келип ишикни ечип, падишасиниң йәрдә өлүк ятқанлиғини көрди. 26 Еһуд һелиқи ясавуллар сиртта күтүп турғанда қечип кәткән еди. У таш һәйкәлләр бар җайдин өтүп, 27 Әфрайим тағлиқ районидики Сиира шәһиригә қечип келип, тағлиқ райондики барлиқ исраилларни бурға челип җәңгә чақирди һәм 28 уларға: — Мениң кәйнимдин меңиңлар! Пәрвәрдигар дүшминиңлар моабларни қолуңларға чүширип бериду, — деди. Улар Еһуд билән тағдин чүшүп, Иордан дәриясиниң өтидиған җайини ишғал қилип, һечқандақ адәмни дәриядин өткүзмиди. 29 У күни улар моабниң он миңчә талланған күчлүк ләшкәрлирини өлтүрүп, бириниму қачуруп қоймиди. 30 Шу күни исраиллар моабларни мәғлуп қилди. Шуниң билән бу зимин 80 жил теч-аман турди. Шамгарниң исраилларға сәрдар болуши 31 Еһудтин кейин Анатниң оғли Шамгар кала һайдайдиған таяқ билән филистийәликләрдин 600 кишини өлтүрүп, исраилларни қутқузди. 4 Дибора билән Барақниң исраилларға сәрдар болуши 1 Еһуд аләмдин өткәндин кейин, исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә яман иш қилди. 2 Шуңа Пәрвәрдигар уларни Хазор шәһириниң һөкүмрани болған Қанан падишаси Ябинниң қолиға чүширип бәрди. Ябинниң баш командани Сисира Харошәт-Һаггойим шәһиридә туратти. 3 Исраиллар Пәрвәрдигардин ярдәм тиләп налә-пәрият қилди. Чүнки Ябинниң 900 төмүр билән мустәһкәмләнгән җәң һарвуси болуп, у исраилларға 20 жил рәһимсизлик билән зулум селип кәлгән еди. 4 У чағда Дибора исимлиқ бир аял пәйғәмбәр исраилларға һакимлиқ қилатти, у Лаппидотниң аяли еди. 5 Әфрайим тағлиқ районидики Рамаһ билән Бәйтәлниң оттурисида бир түп хорма дәриғи болуп, Дибора у хорма дәриғиниң түвидә олтирип, дәрт ейтип кәлгән исраилларниң давалирини соратти (бу дәрәқ кейин «Дибора дәриғи» дәп аталған). 6 Бир күни у Нафталидики Қәдәш шәһиригә адәм әвәтип Абиноамниң оғли Барақни чақиртип келип, униңға: — Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа саңа: «Нафтали вә Зәбулун қәбилисидин 10 миң адәмни жиғип, уларни Табор теғиға башлап кәл. 7 Мән Ябинниң баш командани Сисирани җәң һарвулири вә қошунлири билән Қишон дәрияси бойида сән билән җәң қилғили чиқиримән һәм уни сениң қолуңға чүширип беримән», дәп әмир қилди, — деди. 8 Барақ униңға: — Әгәр сиз биллә барсиңиз, мән барай, сиз бармисиңиз мәнму бармаймән, — дәп җавап бәрди. 9 Дибора: — Болиду, мән биллә барай. Бирақ сән ғалибә қилсаңму шан-шөһритиң болмайду, чүнки Пәрвәрдигар Сисирани бир аялниң қолиға чүширип бәргән болиду, — деди. Шуниң билән Дибора билән Барақ биллә Қәдәш шәһиригә қарап йолға чиқти. 10 Барақ Зәбулун вә Нафтали қәбилилирини Қәдәш шәһиригә чақирип, улардин 10 миң кишини өзи билән елип маңди. Дибораму униң билән биллә маңди. 11 У чағда қенлардин болған Хәбәр, Қәдәш шәһиригә йеқин болған Заананнимдики бир түп дуб дәриғи йенида чедир тиккән еди. У башқа қенлардин айрилип туратти. Улар Муса пәйғәмбәрниң қейинакиси Хобабниң әвлатлири еди. 12 Сисира Абиноамниң оғли Барақниң Табор теғиға кәлгәнлигини аңлап, 13 900 төмүр билән мустәһкәмләнгән җәң һарвуси вә пүтүн қошунини жиғип, улар билән Харошәт-Һаггойим шәһиридин Қишон дәрияси бойиға барди. 14 Дибора Бараққа: — Алға! Бүгүн Пәрвәрдигар Сисирани қолуңға чүширип беридиған, саңа йолбашчи болидиған күн әмәсму? — деди. Шуниң билән Барақ 10 миң кишилик қошунни башлап Табор теғидин чүшти. 15 Барақниң қошуни һуҗумға өткәндә, Пәрвәрдигар Сисирани вә униң пүтүн қошунлирини җәң һарвулири билән қошуп тери-перәң қиливәтти. Сисира һарвусини ташлап пиядә қечип кәтти. 16 Барақ уларниң қошуни вә җәң һарвулирини Харошәт-Һаггойим шәһиригичә қоғлап барди. Сисираниң пүтүн қошунидики адәмләрдин бириму қалмай қилич астида җан бәрди. 17 Сисира қечип қенлардин болған Хәбәрниң хотуни Яелниң чедириниң йениға кәлди. Чүнки Хазор падишаси Ябин Хәбәр билән дост еди. 18 Яел Сисираниң алдиға чиқип күтүвалди вә униңға: — Җанаплири, ичкиригә мәрһәмәт қилсила, қорқмисила, — деди. Шуниң билән Сисира чедирға кирди. Яел уни каривәт япқучи билән йошуруп қойди. 19 Сисира униңға: — Уссап кәттим. Азирақ су бәрсиңиз, — деди. Яел униңға бир тулумни ечип, униңдин сүт қуюп бәрди вә уни йәнә йошуруп қойди. 20 Сисира Яелға: — Чедирниң алдиға чиқип турғайсиз, әгәр бири келип, бу йәрдә адәм барму? дәп сориса, йоқ дегәйсиз, — деди. 21 Сисира интайин чарчап кәткәчкә, йетипла уйқиға кәтти. Хәбәрниң хотуни Яел қолиға тоқмақ билән чедирға қақидиған қозуқтин бирни елип, Сисираниң йениға аста келип, қозуқни униң чекисигә қеқип йәргә патурувәтти. Сисира өлди. 22 Барақ Сисирани издәп кәлгән еди, Яел униң алдиға чиқип: — Бу яққа келиң, мән сиз издәп кәлгән адәмни көрситәй, — деди. Барақ униң билән чедирға кирип, Сисираниң өлүк ятқинини вә чекисигә қозуқ қеқилғанлиғини көрди. 23 У күни Худа исраилларға Қанан падишаси Ябинни баш әгдүрүп бәрди. 24 Шуниңдин кейин исраиллар барғансири күчийип, Қанан падишаси Ябин үстидин ғалибә қилип, ахири уни йоқатти. 5 Дибора билән Барақниң мәдһийиси 1 У күни Дибора вә Абиноамниң оғли Барақ бу мәдһийини ейтти: 2 «Сәрдарлар йол башлиди исраилларға, Хәлиқ өз райи билән әгәшкәчкә уларға, Ейтиңлар һәмдусана Пәрвәрдигарға! 3 Әй падишалар, аңлаңлар! Әй әмирләр, қулақ селиңлар! Нәғмә-нава яңритип, Пәрвәрдигарға мәдһийә ейтимән, Исраиллар етиқат қилип кәлгән Худани күйләймән. 4 Әй Пәрвәрдигар, Сәирдин айрилғиниңда, Идом зиминидин жүрүш қилғиниңда, Зил-зилигә кәлди йәр-зиминлар, Төкүлди асман вә булутлардин ямғурлар. 5 Силкинди тағлар Синайдики Пәрвәрдигар кәлгәндә, Исраиллар Худаси — Пәрвәрдигар алдида. 6 Яелниң дәври — Анат оғли Шамгарниң заманида, Өтмәтти карван бу йәрдин, маңатти йолувчилар чиғир йолларда. 7 Мән Дибора келип ана болғичә исраилларға, Чөллишип сәралар, бир кишиму қалмиған еди Исраилда. 8 Сахта илаһлар йеңилинип, җәңләр болди шәһәр дәрвазилирида, Нәйзә-қалқан көтәргән бирму ләшкәр йоқ еди әсла, Қириқ миң исраил қошунида. 9 Қәлбим тәлпүнәр Исраилниң йолбашчилириға, Майилдур Исраил пидаийлириға. Мәдһийә болсун Пәрвәрдигарға! 10 Әй ақ ешәккә мингәнләр, Есил егәр-тоқумда олтарғанлар, Йолда пиядә маңғанлар, Мәдһийә ейтиңлар һәммиңлар. 11 Аңлаңлар қудуқ бешидики сазчиларниң нәғмисини, Улар баян қилған Пәрвәрдигарниң ғалибисини, Исраил деханлириниң ғалибә қучуп қайтқинини. Йетип кәлди шәһәр дәрвазилириға Пәрвәрдигарниң хәлқи. 12 Ойған, ойған! Дибора ойған! Абиноам оғли Барақ, орнуңдин тур! Ойған, мәдһийә яңрат! Әсирлириңни елип кәт! 13 Йенимға келип Пәрвәрдигарниң қалған хәлқи, Чиқти йетәкчиләр зор қошунға қарши җәң қилғили. 14 Хәлиқ Амаләкниң бурунқи зимини болған Әфрайимдин кәлди, Уларға әгәшти Бинямин қәбилиси, Макир җамаитидин сәрдарлар жүрүш қилди, Ләшкәр башлири һәм Зәбулун қәбилисидин кәлди. 15 Иссакар қәбилисиниң башлиқлири Дибора билән биллә кәлди, Иссакарлар билән Барақму һәм биллә кәлди, Униң кәйнидин улар тезла җилғиға чүшти, Амма иккиләнгәнликтин Рубен қәбилиси бир қарарға келәлмиди. 16 Немишкә олтирисиләр гүлханниң әтрапида? Йә аңлашни халидиңларму қойчиларниң үшқетқинини қойларға? Шундақ иккиләнгәнликтин Рубен қәбилиси келәлмиди бир қарарға. 17 Гилъадлиқлар туруп қалди Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғида. Тохтап қалди немишкә Дан қәбилиси кемиләрдә? Қелип қалди немишкә Ашер қәбилиси деңиз қирғинида? 18 Лекин Зәбулун қәбилиси өлүмдин баш тартмиди, Нафтали қәбилиси җәң мәйданида һәм җан тикип елишти. 19 Җәң қилишти Қанан падишалири, Келип Мигиддо өстиңи бойидики Танакқа, Лекин улар еришәлмиди күмүчләрдин олҗиға. 20 Җәң қилди юлтузлар өз җайлиридин, Уруш ачти Сисираға асмандин. 21 Өркәшләп қедимий Қишон дәрияси, Елип кәтти уларни тез кәлкүн. Дәймән өзәмгә җасарәтлик бол, басқин алға. 22 Тохтимай чепип Сисираниң тулпарлири, Титирәтти туяқлири гүлдүрләп йәр-зиминни. 23 Пәрвәрдигарниң пәриштиси ейтти: ‹Мероз аһалисиға ләнәтләр болсун, Мероз хәлқигә ләнәтләр яғсун, Ярдәмдә болмиди Пәрвәрдигарға, Зәрбә бәрмиди күчлүк дүшмәнгә улар›. 24 Қенлардин болған Хәбәрниң хотуни Яел, Махташқа лайиқ барлиқ аяллар ичидә, Һөрмәткә сазавәр көчмән аяллар арисида. 25 Су сориса Сисира, сүт бәргән Яел, Шаһанә чинидә қетиқ сунған Яел. 26 Сол қолиға елип қозуғини чедирниң, Оң қолида көтирип тоқмиғини һүнәрвәнниң, Күчәп уруп патурди бешиға Сисираниң, Қозуқни йәргә қақти чекисидин униң. 27 Чүшти йәргә жиқилип Сисира, Ятти Яелниң пути алдида, Йәргә жиқилип чүшүши биләнла, Җан бәрди у шу йәрдила! 28 Сисираниң аниси деризидин қарап сиртқа, Күтәтти уни деризә көзниги алдида интизарлиқта. Налә қилип деди у мундақ: ‹Немишкә қайтмайду техичә җәң һарвуси? Немишкә аңланмайду бу кәмгичә туяқларниң авази?› 29 Аңлап дана кенизәклириниң җававини, Өз-өзигә деди у мундақ: 30 ‹Улар җәзмән бөлүшүватиду олҗа һәм ғенимәтләр, Тәгди әлвәттә һәрбиригә бирнәччидин қизлар, Алғач кәлгәй Сисира өзигә рәңлик кийимләр, Һәм маңиму бойнумға селишқа чирайлиқ яғлиқлар›. 31 Әй Пәрвәрдигар, дүшмәнлириң шу тәриқидә йоқалғай! Достлириң көтирилгән қуяштәк қудрәткә толғай!» Шундақ қилип, бу зимин 40 жил теч-аман турди. 6 Мидянларниң исраилларни бесивелиши 1 Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә яман иш қилди. Шуңа Пәрвәрдигар уларни йәттә жил мидянларниң қолиға ташлап бәрди. 2 Мидянлар исраиллардин күчлүк болғачқа, исраиллар тағдики бехәтәр җайлар, өңкүрләр вә қорғанларда паналанди. 3 Һәр қетим исраиллар териқчилиқ қилишқа башлиғанда, мидянлар, амаләкләр вә шәриқтики қовумлар билән бирлишип уларға һуҗум қилатти. 4 Улар җәнуптики Газа шәһиригичә болған җайларда чедир тикип, бу зиминдики һосулни набут қиливетәтти. Һәм пүтүн қой, кала, ешәклирини булап, исраилларниң зиминида һечқандақ озуқ-түлүк қойматти. 5 Улар худди чекәткидәк көп болуп, кала падилири вә чедирлирини биллә елип келәтти. Уларниң адәм вә төгилириму һесапсиз еди. Улар исраилларниң зиминиға бесип кирип, маканлирини харап қиливетәтти. 6-7 Исраиллар мидянларға тақабил туруш үчүн Пәрвәрдигарға налә-пәрият қилғанда, 8 Пәрвәрдигар уларға бир пәйғәмбәр әвәтти. У келип уларға мундақ деди: — Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа шундақ дәйдуки: «Мән силәрни, силәр қул болуп яшиған Мисирдин елип чиқтим. 9 Силәрни мисирлиқларниң қолидин қутқуздум. Силәрниң алдиңларда дүшминиңларни қоғлап чиқирип, уларниң зиминини силәргә елип бәрдим. 10 Мән силәргә: ‹Мән Пәрвәрдигариңлар Худадурмән, силәр туридиған зиминдики аморларниң илаһлириға чоқунмаңлар›, дегән едим. Бирақ силәр сөзүмгә қулақ салмидиңлар». Гидъонниң сәрдарлиққа таллиниши 11 Кейин Пәрвәрдигарниң пәриштиси Офраһ йезисиға келип, Йоашқа тәәллуқ болған бир түп пистә дәриғиниң түвидә олтарди. Йоаш болса Абиәзәр уруқ-җамаитидин еди. Униң оғли Гидъон мидянлардин йошурунчә үзүм езиш азгилида буғдай езивататти. 12 Пәрвәрдигарниң пәриштиси у йәрдә униңға көрүнүп: — Әй батур палван! Пәрвәрдигар саңа ярдур! — деди. 13 Гидъон униңға: — Тәхсир, әгәр Пәрвәрдигар бизгә яр болған болса, биз немишкә бундақ бәхитсизликләргә учраймиз? Әҗдатлиримиз бизгә Пәрвәрдигар бизни Мисирдин қандақ елип чиққанлиғини ейтқан еди. Әнди әшу әҗайип мөҗүзиләр нәгә кәтти? Пәрвәрдигар биздин ваз кечип, бизни мидянларниң қолиға ташлап бәрди, — деди. 14 Пәрвәрдигар Гидъонға бурулуп: — Сән пүтүн күчүң билән исраилларни мидянларниң қолидин қутқузғин. Сени мана Мән Өзәм әвәтимән! — деди. 15 — Тәхсир, мән болсам Манассә қәбилисиниң әң аҗиз җамаитигә тәәллуқмән. Исраилларни қандақму қутқузалаймән? Униң үстигә атамниң җамаитидики әң әрзимәс кишимән, — деди Гидъон. 16 Пәрвәрдигар униңға: — Мән җәзмән саңа яр болимән. Сән мидянларни худди бир адәмни уҗуқтурғанға охшаш асанла йоқитисән, — деди. 17 Гидъон: — Әгәр мән илтипатиңизға муйәссәр болған болсам, мән билән сөзлишиватқан Кишиниң Өзиңиз екәнлигиңизни билдүрүш үчүн маңа бир аламәт көрсәткәйсиз. 18 Мән Сизгә өзәмниң һәдийәсини кәлтүрмигичә бу йәрдин кәтмигәйсиз, — деди. — Сән қайтип кәлгичә күтимән, — деди Пәрвәрдигар. 19 Шуниң билән Гидъон өйигә берип, бир оғлақни союп, уни пишарди вә йерим халта унда петир нан пиширип, гөшни севәткә, шорписини сапал кориға елип пистә дәриғиниң түвигә елип кәлди. 20 Худаниң пәриштиси униңға: — Гөш билән петир нанни бу қорам ташниң үстигә қоюп, шорпини үстигә төккин, — деди, Гидъон шундақ қилди. 21 Пәрвәрдигарниң пәриштиси қолидики һасини узатқан еди, һасиниң учи гөш билән нанға тегиши биләнла таштин от чиқип, гөш билән нан көйүп кәтти. Пәрвәрдигарниң пәриштисиму көздин ғайип болди. 22 Гидъон өзиниң көргининиң Пәрвәрдигарниң пәриштиси екәнлигини билип: — Әй Егәм Пәрвәрдигар! Әнди мән түгәштим, Пәрвәрдигарниң пәриштиси билән йүзму-йүз көрүшүптимән әмәсму! — деди. 23 Пәрвәрдигар Гидъонға: — Қорқмиғин, өлмәйсән, аман бол! — деди. 24 Гидъон у йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписи ясап, униң намини Яһвәһ-Шалом дәп қойди. Бу қурванлиқ суписи Абиәзәрләрниң Офраһ дегән җайида һазирғичә бар. 25 У күни кечиси Пәрвәрдигар Гидъонға: — Сән атаңниң йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип берип, атаң илаһ Баалға атап ясиған қурванлиқ суписини чеқип, супиниң йенидики илаһә Ашераға атап ясалған яғач түврүкни кесип жиқитивәт. 26 Андин бу қорам таш үстидә Пәрвәрдигариң Худаға атап мувапиқ бир қурванлиқ суписини ясап, өзәң кәскән Ашера яғач түврүгини отун қилип, һелиқи буқини супиниң үстидә көйдүрүп, көйдүрмә қурванлиқ қил, — деди. 27 Шуниң билән Гидъон чакарлиридин он кишини елип берип, Пәрвәрдигар униңға буйруғандәк қилди. У атисиниң җамаитидикиләр вә шәһәр аһалисидин қорқуп, бу ишни күндүзи қилишқа җүръәт қилалмай, кечиси қилди. 28 Әтиси сәһәрдә шәһәр аһалиси орнидин туруп, Баал қурванлиқ суписи билән Ашера яғач түврүгиниң чеқиветилгәнлигини вә һелиқи буқиниң йеңи қурванлиқ суписида көйдүрүлүвәткәнлигини көрди. 29 Улар өзара: — Бу ишни ким қилғанду? — дейишти. Улар сүрүштүрүп ениқлиғандин кейин, бир-биригә: — Бу ишни Йоашниң оғли Гидъон қилипту-дә, — дейишти. 30 Шәһәр аһалилири Йоашқа: — Оғлуңни чиқирип бәр, у өлүмгә мәһкүм! У Баал қурванлиқ суписини чеқип, униң йенидики Ашера яғач түврүгини кесип жиқитиветипту, — деди. 31 Йоаш өзини әйиплигән халайиққа: — Силәр Баал үчүн такаллишип, уни қоғдап қалмақчиму? Ким униң үчүн такаллашса таң атмай туруп у өлиду. Әгәр Баал расттинла илаһ болса, у өзини өзи қоғдап, қурванлиқ суписини чеқивәткән кишини һалак қилсун, — дәп җавап қайтурди. 32 Баалниң қурванлиқ суписи чеқилип кәткәндин башлап, кишиләр Гидъонни «Йируббаал» дәп аташти. Бу «Баал әдивини бәрсун!» дегән мәнада еди. 33 У чағда мидянлар, амаләкләр вә шәриқтики қовумлар билән учришип, Иордан дәриясидин өтүп, Йизриәл җилғисида чедирлирини тикишти. 34 Пәрвәрдигарниң Роһи Гидъонни өз илкигә алди. Гидъон бурға челип, Абиәзәр җамаитиниң адәмлирини өз әтрапиға жиғди. 35 У Манассә зиминиғиму әлчиләрни әвәтип, уларниму өзигә әгишишкә чақирди. Һәм Ашер, Зәбулун вә Нафтали қәбилилиригиму әлчи әвәтти. Шуниң билән улар Гидъонниң қешиға келишти. Гидъонниң гуман қилиши 36 Шуниң билән Гидъон Худаға: — Әгәр Сән ейтқиниңдәк исраилларни расттинла мениң қолум арқилиқ қутқузмақчи болсаң, 37 ундақта мән хаманға бир қойниң терисини қоюп қояй. Әгәр сәһәрдә пәқәт қой терисиниң үстидила шәбнәм болуп, йәр йүзи қуруқ болса, Сениң һәқиқәтән мениң қолум арқилиқ исраилларни қутқузидиғанлиғиңни биләй, — деди. 38 Әһвал униң дегинидәк болди. Гидъон орнидин сәһәр туруп қой терисини сиқиведи, бир чинә шәбнәм сүйи чиқти. 39 Гидъон Худаға йәнә: — Маңа ғәзәпләнмигәйсән, йәнә бир тәливимни қобул қилғайсән. Қой териси билән йәнә бир синап көрәй, бу қетим терә қуруқ туруп йәр йүзигә шәбнәм чүшкәй, — деди. 40 У кечә Худа шундақ қилди. Дәрвәқә, әтиси сәһәрдә қой териси қуруқ туруп, йәр йүзигә шәбнәм чүшкән еди. 7 Гидъонниң мидянларни мәғлуп қилиши 1 Шуниң билән Йируббаал, йәни Гидъон сәһәр туруп өзигә қошулған һәммә қошунлири билән Харод булиғиниң йениға келип чедирлирини тикти. Мидянларниң баргаһи, уларниң шимал тәрипидики җилға ичидә, йәни Морәһ дөңиниң йенида еди. 2 Пәрвәрдигар Гидъонға: — Саңа қошулған адәм наһайити көп екән, әгәр Мән исраилларни мидянлар үстидин ғалибә қилдурсам, улар өз күчимизгә тайинип ғалибә қилдуқ, дәп ойлап махтиниду. 3 Сән уларға: «Ким дүшмәндин қорқуп жүриги селип кәтсә, дәрһал Гилъад теғидин өз өйигә қайтип кәтсун», дәп ейтқин, — деди. Шуниң билән миң киши қайтип кетип, 10 миң киши қелип қалди. 4 Пәрвәрдигар Гидъонға йәнә: — Қелип қалған кишиләр йәнила көп, уларни су бойиға елип бар, Мән у йәрдә уларни синаймән. Әгәр Мән: «Бу адәм барсун» десәм, у барсун, Мән: «Бу адәм бармисун» десәм, у бармисун, — деди. 5 Гидъон өзигә қошулған кишиләрни су бойиға елип барди. Пәрвәрдигар униңға: — Сән, суни қолиға елип тили билән иштқа охшаш ялап ичидиғанлар билән, суни тизлинип туруп ичидиғанларни айрип чиқ, — деди. 6 300 адәм суни қолиға елип ялап ичти, қалғанлири суға иңишип тизлинип туруп ичти. 7 Пәрвәрдигар Гидъонға: — Мән суни қолиға елип ялап ичкән шу 300 адәм билән силәрни қутқузуп, мидянларни қолуңларға тапшуруп беримән. Қалғанларниң һәммиси қайтип кәтсун, — деди. 8 Гидъон 300 адәмни елип қелип, башқиларни өз чедирлириға кәткүзүвәтти. Шуниң билән талланған адәмләр кәткәнләрниң озуқ-түлүк вә чалидиған бурғилирини өзлиригә елип қалди. Мидянларниң баргаһи пәстики җилғиға җайлашқан еди. 9 Шу кечиси Пәрвәрдигар Гидъонға: — Орнуңдин тур! Мидянларниң баргаһиға һуҗум қил. Мән уларни сениң қолуңға чүширип беримән. 10 Әгәр сән һуҗум қилиштин қорқсаң, авал Пураһ исимлиқ чакириң билән мидянларниң баргаһиға берип, 11 уларниң немә дейишиватқанлиғини аңлисаң, һуҗум қилиш ғәйритигә келисән, — деди. Шуниң билән Гидъон чакирини елип дүшмән баргаһиниң йениға барди. 12 Мидянлар, амаләкләр вә шәриқтики қовумлар җилғини бир алған болуп, худди бир топ чекәткидәк көп еди. Уларниң төгилири деңиз бойидики қумдәк һәдди-һесапсиз еди. 13 Гидъон баргаһқа йеқин келип, бир кишиниң өз һәмраһиға көргән чүшини ейтип бериватқанлиғини аңлиди. У киши: — Мән бир чүш көрүптимән. Чүшүмдә бир арпа нени биз мидянларниң баргаһиға домилап кирип, чедирға тегип кетиши билән тәң чедир өрүлүп чүшүптудәк, — дейиши билән, 14 униң һәмрайи: — У башқа нәрсә әмәс, исраиллардин болған Йоашниң оғли Гидъонниң қиличи! Худа мидянларни вә пүтүн қошунимизни униң қолиға чүширип берипту, — деди. 15 Гидъон бу чүшни вә униң тәбирини аңлиған һаман Худаға һәмдусаналар ейтти. У исраилларниң баргаһиға қайтип келип, адәмлиригә: — Туруңлар! Пәрвәрдигар мидянларниң қошунини силәрниң қолуңларға чүширип бериду! — деди. 16 Гидъон қол астидики 300 адәмни үч топқа бөлүп, һәрбир адәмгә бир бурға билән ичигә мәшъәл қоюлған бир коза берип, 17 уларға: — Мән дүшмән баргаһиниң йениға барғанда, мәндин көз үзмәй қарап туруңлар. Мән немә қилсам, силәрму шуни қилиңлар. 18 Мән вә мениң топумдикиләр бурға чалғанда, силәрму баргаһ әтрапида бурға челиңлар вә «Пәрвәрдигар үчүн, Гидъон үчүн!» дәп вақираңлар, — деди. 19 Гидъон вә униң 100 адими түн йерим болуштин илгири мидянларниң қаравуллири алмашқандин кейин баргаһниң йениға йетип барди. Улар бурға челип, қоллиридики козиларни чеқивәтти, 20 шундақ қилип, үч топниң һәммиси шундақ қилишти. Улар сол қолида мәшъәл тутуп, оң қолида бурға челип: — Пәрвәрдигар үчүн, Гидъон үчүн қилични көтирәйли! — дәп вақирашти. 21 Улар баргаһниң әтрапида өз орунлирида мәккәм турди. Дүшмән қошуни тери-перәң болуп, дат-пәрият көтирип қачқили турди. 22 Гидъонниң 300 адими бурға чалғанда Пәрвәрдигар дүшмән қошунини өз қиличлири билән өзара бир-бирини қирғинчилиққа селип қойған еди. Улар Зирера тәрәпкә қарап, таки Бәйт-Шиттаһ вә Таббат шәһири йенидики Абел-Михола чегарисиғичә қечишти. 23 Нафтали, Ашер вә пүтүн Манассәдики исраиллар зиминлиридин чиқип мидянларниң кәйнидин қоғлашқа чақирилди. 24 Гидъон Әфрайим тағлиқ райониниң һәрқайси җайлириға әлчи әвәтип, уларға: — Силәрму чүшүп мидянларға қарши җәңгә атлиниңлар, Иордан дәриясиниң өтидиған җайини Бәйт-Бараһ шәһиригичә ишғал қилип, мидянларниң дәриядин өтүшигә йол қоймаңлар, — деди. Әфрайим қәбилисиниң адәмлири топлинип, Иордан дәриясиниң өтидиған җайини таки Бәйт-Бараһ шәһиригичә ишғал қилди. 25 Улар мидянларниң Ореб билән Зиеб дегән икки ләшкәр бешини әсиргә алди. Улар «Ореб қорам тешиниң» үстидә Оребни өлтүрди, «Зиеб үзүм езиш азгилида» Зиебниму өлтүрди. Улар мидянларға давамлиқ қоғлап зәрбә берип, Ореб билән Зиебниң каллисини Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғида турған Гидъонға елип барди. 8 Гидъонниң Мидян ләшкәр башлирини мәғлуп қилиши 1 Әфрайим қәбилисидикиләр Гидъонға: — Сән бизгә немишкә бундақ қилисән? Сән мидянлар билән җәңгә чиққанда, немишкә бизни чақирмайсән? — дәп Гидъонни қаттиқ әйиплиди. 2 Гидъон уларға: — Мениң қилған ишлирим қандақму силәрниң қилған ишлириңларға тәң кәлсун? Әфрайим зиминидики һосулуңлардин ешип қалған үзүмләр мениң өз җамаитим болған Абиәзәрләрниң бир жиллиқ һосулидинму көпқу? 3 Худа аллиқачан силәрниң қолуңларға мидянларниң икки ләшкәр беши Ореб билән Зиебни чүширип бәрди. Мениң қилғанлиримни қандақму силәрниңки билән селиштурғили болсун? — деди. Гидъонниң бу сөзини аңлиған Әфрайим қәбилисидикиләрниң аччиқлири йеништи. 4 Гидъон 300 адәм билән Иордан дәриясидин кесип өтти. Улар һерип кәткән болсиму, дүшмәнни давамлиқ қоғлап зәрбә бәрди. 5 Улар Суккот шәһиригә кәлгәндә, Гидъон шәһәрдикиләргә: — Адәмлиримгә нан бәрсәңлар, улар бәк чарчап кәтти. Биз йәнә мидянларниң икки шаһи Зәбах билән Залмуннани қоғлап тутушимиз керәк, — деди. 6 Суккотниң әмәлдарлири Гидъонға: — Сән техи Зәбах билән Залмуннани қолға чүшәрмигән турсаң, биз немишкә сениң адәмлириңгә нан бәргүдәкмиз? — деди. 7 Гидъон уларға: — Ундақта, Пәрвәрдигар Зәбах билән Залмуннани қолумға чүширип бәргәндин кейин, мән қайтип келип чөлдики тикән вә янтақ билән терәңларни шилимән, — деди. 8 Гидъон Суккоттин чиқип, Пинуел шәһиригә келип, улардинму нан тәләп қилди. Бирақ уларму суккотлиқларға охшаш җавап бәрди. 9 Гидъон уларғиму: — Мән ғалибә қилип қайтип кәлгәндә, шәһәр қорғинини вәйран қиливетимән, — деди. 10 Шу вақитта Зәбах билән Залмунна вә уларниң ләшкәрлири Қарқор дегән җайда еди. Уларниң сани тәхминән 15 миң болуп, һәммиси шәриқтики қәбилиләрниң ләшкәрлиридин қелип қалғанлири еди. Чүнки уларниң 120 миң қиличлиқ ләшкири өлгән еди. 11 Гидъон Нобах вә Йогбоһа шәһәрлириниң шәриқ тәрипидики карван йолидин чиқип дүшмәнгә һуҗум қилди. Бу вақитта дүшмән қошуни өзини бехәтәр дәп һис қилатти. 12 Мидянларниң икки шаһи болған Зәбах билән Залмунна қечишиға, Гидъон уларни қоғлап қолға чүширип, уларниң пүтүн қошунини тармар қилди. 13 Андин Йоашниң оғли Гидъон Хәрәс давини арқилиқ җәң мәйданидин қайтип кәлди. 14 Йолда у Суккот шәһирилик бир жигитни тутувелип, униңдин Суккотниң әмәлдарлири вә ақсақаллириниң исмини йезип беришкә буйриди. У жигит 77 адәмниң исмини йезип бәрди. 15 Гидъон Суккотқа келип бу шәһәрниң аһалилиригә: — Мана, Зәбах билән Залмунна! Силәр маңа: «Сән техи Зәбах билән Залмуннани қолға чүшәрмигән турсаң, биз немишкә сениң һалидин кәткән адәмлириңгә нан бәргүдәкмиз?» дәп наразилиқ қилған едиңлар, — деди. 16 У шәһәр йолбашчилирини тутуп келип, чөлдики тикән вә янтақ билән уларниң терисини шилди. 17 У йәнә Пинуел шәһәр қорғинини вәйран қилип, шәһәр аһалисини қиривәтти. 18 Гидъон Зәбах билән Залмуннадин: — Силәр Табор теғида өлтүргән адәмләр қандақ адәмләр еди? — дәп сориди. Улар җававән: — Уларниң һәммиси саңа охшайдиған шаһзадә сүпәт адәмләр еди, — деди. 19 Гидъон уларға: — Улар мениң қериндашлирим, анамниң оғуллири еди. Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида шундақ қәсәм қилимәнки, әгәр силәр уларни һаят қалдурған болсаңлар, мәнму силәрни һаят қалдурған болаттим, — деди. 20 Андин у чоң оғли Йәтәргә: «Орнуңдин тур, уларни өлтүрүвәт!» дәп буйриди. Лекин Йәтәр техи кичик болғачқа, қорқуп кетип қиличини чиқиралмиди. 21 Зәбах билән Залмунна Гидъонға: — Сән һәқиқий әркәк болсаң, өзәң бизни өлтүргин! — деди. Шуниң билән Гидъон өз қоли билән уларни өлтүрүвәтти һәм уларниң төгилириниң бойнидики йеңи ай шәклидики безәклирини еливалди. Гидъонниң бутпәрәслик йолиға меңиши 22 Андин исраиллар Гидъонға: — Сән бизгә һөкүмранлиқ қилғайсән, оғлуңдин тартип нәврәңгичә үстимиздин һөкүм сүргәй. Чүнки сән бизни мидянларниң қолидин қутқуздуң, — деди. 23 Гидъон уларға: — Мән һөкүмранлиқ қилмаймән, мениң оғлумму һәм һөкүмранлиқ қилмайду, Пәрвәрдигар силәргә һөкүмранлиқ қилиду, — деди. 24 Гидъон уларға йәнә: — Мениң силәргә дәйдиған бирла тәливим бар, маңа олҗаңлар ичидин һәрбириңлар бирдин һалқа бериңлар, — деди. (Мидянлар исмаиллардин болғачқа, улар алтун һалқа тақатти.) 25 Улар Гидъонға: «Биз беришкә рази!» деди-дә, тондин бирни йәргә йейип, һәрбири бирдин һалқини униң үстигә ташлашти. 26 Бу алтун һалқиларниң еғирлиғи 20 килограмм чиқти. Униңдин башқа йеңи ай шәклидики безәкләр, мончақлар, Мидян шаһлири кийидиған сөсүн рәңлик кийимләр вә төгиләрниң бойнидики безәклик зәнҗирләрму бар еди. 27 Гидъон бу алтунлардин бир ефод яситип, уни өз жути Офраһқа орунлаштурди. Шуниңдин кейин пүтүн исраиллар ефодқа чоқунуп, униңға худди паһишиләрдәк сетилди. Шуниң билән ефод Гидъон вә униң аилисини аздуридиған қилтақ болди. Гидъонниң аләмдин өтүши 28 Шундақ қилип, мидянлар исраиллар тәрипидин мәғлуп қилинип, җәң қилиш ирадиси сундурулди. Бу зимин Гидъон аләмдин өткичә болған 40 жил теч-аман турди. 29 Йоашниң оғли Йируббаал, йәни Гидъон жутиға қайтип, өз өйидә турди. 30 Униң хотунлири көп болғачқа, улардин 70 оғул тапти. 31 Униң Шәкәм шәһиридә туридиған тоқилиму униңға бир оғул туғуп бәрди. Гидъон униңға Абимәләк дәп исим қойди. 32 Йоашниң оғли Гидъон узун өмүр сүрүп, өз әҗили билән аләмдин өтүп, Абиәзәрләргә тәвә болған Офраһта, өз атиси Йоашниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилинди. 33 Гидъон аләмдин өтүши биләнла исраиллар йәнә Баалға чоқунуп, униңға худди паһишиләрдәк сетилди. Улар Баал-Биритни өзлириниң илаһи қилди. 34 Исраиллар өзлирини әтрапидики барлиқ дүшмәнлириниң қолидин қутқузған Пәрвәрдигари — Худани унтиди, 35 гәрчә Йируббаал, йәни Гидъон исраилларға нурғун яхшилиқ қилған болсиму, бирақ улар униң аилисигә қилчиму меһриванлиқ қилмиди. 9 Абимәләкниң Шәкәм шәһиригә падиша болуши 1 Йируббаалниң оғли Абимәләк Шәкәм шәһиригә берип, өз анисиниң туққанлириға вә пүтүн җамаитигә: 2 — Силәр Шәкәмниң ақсақаллириға: «Өзәңларға һөкүмранлиқ қилишқа Йируббаал — Гидъонниң 70 оғлини халамсиләр яки бир кишиниму? Унтуп қалмаңлар, мәнму силәрниң қан қериндишиңлар!» дәңлар, — деди. 3 Шуниң билән униң анисиниң туққанлири Абимәләк үчүн Шәкәмниң пүтүн ақсақаллириға сөз қилди. Ақсақаллар: «У бизниң қериндишимиз» дәп, өз ихтиярлиғи билән Абимәләккә әгишишни қарар қилди. 4 Улар Абимәләккә Баал-Бирит бутханисидин 70 күмүч тәңгә бәрди. Абимәләк бу тәңгиләрни бир топ тетиқсиз нийити яманларни яллашқа ишләтти. 5 У Офраһ шәһиридики атисиниң өйигә берип, өз қериндашлирини, йәни Йируббаалниң 70 оғлини бир қорам ташниң үстидә өлтүрүвәтти. Пәқәтла Йируббаалниң кичик оғли Йотәм йошурунувелип қечип кәтти. 6 Шәкәмниң барлиқ ақсақаллири вә Бәйт-Миллолуқлар Шәкәм шәһиригә жиғилди. Улар түврүк йенидики дуб дәриғи астида Абимәләкни падиша қилип тиклиди. Йотәмниң тәмсили 7 Бу хәвәр Йотәмгә йәткәндә, у Гиризим теғиниң үстигә чиқип, вақирап туруп: — Гепимгә қулақ селиңлар, Шәкәмниң ақсақаллири! Әгәр силәр мениң гепимни аңлисаңлар, Худаму силәрниң гепиңларни аңлайду. 8 Бурунқи заманда дәрәқләр өзлиригә падиша издәп, зәйтун дәриғигә: «Бизгә падиша болғин», дәпту. 9 Лекин зәйтун дәриғи уларға: «Мән илаһлар вә кишиләр шәривигә беридиған мейимдин ваз кечип, дәрәқләргә падиша болаттимму?» дәп җавап берипту. 10 Андин дәрәқләр әнҗир дәриғигә: «Сән келип бизгә падиша болғин», дәпту. 11 Бирақ әнҗир дәриғи уларға: «Мән өзәмниң татлиқ вә яхши мевилиримни ташлап, дәрәқләргә падиша болаттимму?» дәп җавап берипту. 12 Шуниң билән дәрәқләр үзүм көчитигә: «Сән келип бизгә падиша болғин», дәпту. 13 Бирақ үзүм көчитиму уларға: «Мән илаһлар вә кишиләргә хошаллиқ беғишлайдиған есил шаривимдин ваз кечип, дәрәқләргә падиша болаттимму?» дәп җавап берипту. 14 Әң ахирида барлиқ дәрәқләр янтаққа: «Сән келип бизгә падиша болғин», дәпту. 15 Янтақ уларға: «Әгәр силәр мени сәмимий нийитиңлар билән өзәңларға падиша қилмақчи болсаңлар, келип мениң сайәм астида паналиниңлар. Ундақ болмиса, мән янтақтин от чиқип, Ливан кедир дәрәқлирини көйдүрүп ташлиғай», дәпту. 16 Йотәм сөзини давамлаштуруп: — Силәр сәмимий вә дурус нийитиңлар билән Абимәләкни падиша қилған болсаңлар яки силәр Йируббаалға вә униң аилисигә садақәт көрсәткән болсаңлар, силәр Йируббаалниң қилған ишлириға лайиқ җавап қайтурған болаттиңларғу! 17 Атам силәр үчүн уруш қилип, һаятини хәтәргә тикип силәрни мидянларниң қолидин қутқузди. 18 Бирақ бүгүнки күнлүктә силәр исиян көтирип, атамниң уруқ-җамаитигә қарши туруп, униң 70 оғлини бир ташниң үстидә өлтүрдүңлар һәм униң аял хизмәткариниң оғли Абимәләкни силәрниң туққиниңлар болғанлиғи үчүн Шәкәм хәлқиниң падишаси қилип тиклидиңлар. 19 Әгәр силәр бүгүнки күнлүктә Йируббаал вә униң җамаитигә сәмимий вә дурус нийитиңлар билән муамилә қилған болсаңлар, Абимәләк силәрдин, силәрму һәм Абимәләктин өзара хошаллиқ тапқайсиләр. 20 Әгәр ундақ қилмиған болсаңлар, Абимәләктин от чиқип Шәкәм вә Бәйт-Милло ақсақаллирини көйдүрүп ташлиғай. Худди шуниңдәк, Шәкәм вә Бәйт-Милло ақсақаллиридинму от чиқип Абимәләкни көйдүрүп ташлиғай, — деди. 21 Шуниңдин кейин, Йотәм акиси Абимәләктин қорқуп, қечип Бәәр дегән җайға берип яшиди. Шәкәмликләрниң Абимәләктин йүз өрүши 22 Абимәләк исраилларға үч жил һөкүмран болди. 23 Худа Абимәләк вә Шәкәмниң ақсақаллири арисиға соғақчилиқ салидиған яман роһни әвәтти. Шуниң билән Шәкәм ақсақаллири Абимәләккә сатқунлуқ қилишқа башлиди. 24 Худаниң мундақ қилиштики мәхсити, Йируббаалниң 70 оғлиниң қенини төккән Абимәләкни һәм Абимәләкни қоллап өзиниң қериндашлирини өлтүрүшкә ярдәм бәргән Шәкәм ақсақаллирини җазалаш еди. 25 Шәкәм ақсақаллири Абимәләкни өлтүрүш үчүн тағлириға йошурунидиған җай қоюп, йолдин өткән кишиләрниң һәммисини булаң-талаң қилди. Бу сүйиқәсттин Абимәләк хәвәр тапти. 26 Әбидниң оғли Гаал Шәкәм шәһиригә қериндашлири билән көчүп келип, Шәкәм ақсақаллириниң ишәнчисигә еришти. 27 Улар үзүмзарлиққа берип, үзүмләрни үзүп, дәссәп шарап чиқирип, өз илаһиниң бутханисида зияпәт өткүзүп, йәп-ичип, Абимәләккә ләнәт оқушти. 28 Әбидниң оғли Гаал уларға: — Абимәләк дегән ким екән, биз шәкәмликләрни өз хизмитигә салғудәк? У дегән Йируббаалниң оғлиғу? Зибулму пәқәт униң бир әмәлдари, халас! Шәкәмниң атиси болған Хаморниң әвлатлириға хизмәт қилиңлар! Немишкә Абимәләккә хизмәт қилғудәкмиз? 29 Әгәр мошу кишиләр мениң қол астимда болса, мән Абимәләкни йоқатқан болаттим! Мән униңға: «Қошунуңни чақирип чиқ!» дегән болаттим, — деди. 30 Шәһәр һакими болған Зибул Әбидниң оғли Гаалниң бу гәплирини аңлап, ғәзәпләнди. 31 У Абимәләккә мәхпий хәвәрчи әвәтип: «Әбидниң оғли Гаал қериндашлири билән Шәкәм шәһиригә кәлди. Улар шәһәр хәлқини саңа қарши исиян көтиришкә қутритиватиду. 32 Шуңа сән қошунлириң билән кечиләп келип, шәһәр сиртидики етизлиқта йошурун җайда йетиңлар. 33 Таң сәһәр күн чиқиши биләнла шәһәргә һуҗум қилип, Гаал вә саңа қарши чиққанларға халиғиниңчә зәрбә бәргин!» дегән хәвәрни йәткүзди. 34 Шуниң билән Абимәләк вә униң қошунлири кечиләп Шәкәм шәһиригә йеқин келип, төрт топқа бөлүнүп йошурун җайда ятти. 35 Әбидниң оғли Гаал Шәкәмдин чиқип дәрваза алдида турғанда, Абимәләк вә униң қошунлири йошурунувалған җайдин чиқти. 36 Гаал уларни көрүп, Зибулға: — Қара! Тағлардин адәмләр чүшиватиду, — деди. Зибул униңға: — У пәқәт тағлардики сайиләр, қаримаққа адәмгә охшайду, — деди. 37 Бирақ Гаал йәнә униңға: — Яқ! Адәмләр тағдин чүшиватиду. Йәнә бир топ адәм «палчилар дуб дәриғи» йоли билән келиватиду, — деди. 38 Бу чағда Зибул униңға: — Махтанчақ ағзиң қени? Сән: «Абимәләк дегән ким екән? Биз немишкә униңға хизмәт қилғудәкмиз?» дегән әмәсмидиң? Бу адәмләр сән заңлиқ қилған адәмләр әмәсму? Әнди чиқип улар билән уруш қил! — деди. 39 Шуниң билән Гаал Шәкәм ақсақаллирини башлап Абимәләк билән уруш қилди. 40 Абимәләк вә униң адәмлири уларни қоғлиди, Гаалниң адәмлири қечип шәһәр дәрвазисиға барғичә нурғунлири қирилип кәтти. 41 Шуниңдин кейин Абимәләк Арумаға қайтип, у йәрдә турди. Зибул Гаал вә униң туққанлирини Шәкәмдә турғили қоймай, уларни қоғлап чиқиривәтти. 42 Әтиси шәкәмликләр етизлиққа чиқмақчи болғанда, Абимәләк буниңдин хәвәр тепип, 43 қошунини үч топқа бөлүп, улар билән етизлиқта йошурун җайда ятти. У кишиләрниң шәһәрдин чиқиватқанлиғини көрүп, ләшкәрлири билән йошурунған җайдин туруп, уларни қиривәтти. 44 Абимәләк вә униң топидикиләр шәһәр дәрвазисиға һуҗум қилип дәрвазини тосиди. Қалған икки топму жүгрәп берип, етизлиқтики шәкәмликләрни қиривәтти. 45 Шу күни Абимәләк пүтүн бир күн шәһәргә һуҗум қилип, Шәкәм шәһирини қолға чүширип, хәлиқни өлтүрүп, шәһәрни түп-түз қилип, туз чечивәтти. 46 Шәкәм қорғинида туридиған хәлиқ бу хәвәрни аңлап, Баал-Бирит бутханисиниң йәр асти өйигә киривалди. 47 Абимәләк уларниң шу йәргә жиғиливалғанлиғини аңлап, 48 қошунлирини Залмон теғиға елип кәлди. У палта билән бир дәрәқниң шехини кесип, шахни мүрисигә елип, ләшкәрлиригә: «Тез, мән қилғандәк қилиңлар!» дәп буйруқ бәрди. 49 Шуниң билән ләшкәрләрму һәрбири бирдин дәрәқ шехини кесип, Абимәләккә әгәшти. Улар дәрәқ шахлирини бутхана темиға догилап, от қоювәтти. Шуниң билән Шәкәм қорғинида туридиған пүтүн хәлиқ, әрләр вә аяллар болуп миңға йеқин адәм өлди. 50 Андин кейин Абимәләк Тибез шәһирини қоршавға елип, уни ишғал қилди. 51 Лекин шәһәр ичидә бир мустәһкәм қорған бар еди. Пүтүн шәһәрдики әрләр, аяллар вә ақсақаллар қорғанға қечип кирип, дәрвазини тақап, өзлирини қоғдаш үчүн мунара үстигә чиқивалди. 52 Абимәләк қорғанға һуҗум қилди. Қорғанниң кириш еғизиға от қоюшқа тәйярлиниватқанда, 53 қорған үстидики бир аял қол түгмәнниң үстүнки тешини Абимәләкниң бешиға ташлап, униң бешини йеривәтти. 54 Абимәләк дәрһал қурал-ярақ көтәргүчи жигиткә: — Қиличиңни чиқирип, мени өлтүрүвәт! «Абимәләк бир аялниң қолида өлгән» дейилмисун, — деди. Шуниң билән у жигит қилични униңға тиқип өлтүрүвәтти. 55 Абимәләкниң адәмлири униң өлгәнлигини көрүп өйлиригә қайтти. 56 Шундақ қилип, Худа Абимәләкниң өз атисиға қилған яманлиқлирини, йәни 70 қериндишини өлтүргинини өзигә қайтурди. 57 Худа йәнә шәкәмликләр қилған барлиқ яманлиқларни уларниң өз бешиға чүшәрди. Йируббаалниң оғли Йотәмниң ейтқан ләнити әмәлгә ашти. 10 Толаһ вә Яирниң исраилларға сәрдар болуши 1 Абимәләк өлгәндин кейин, Иссакар қәбилисидин болған Пуаһниң оғли, Додониң нәвриси Толаһ исраил хәлқини қутқузуш үчүн оттуриға чиқти. У Әфрайим тағлиқ райониниң Шамир дегән йеридә яшатти. 2 У исраилларға 23 жил сәрдар болди. У аләмдин өткәндин кейин Шамирға дәпнә қилинди. 3 Толаһ аләмдин өткәндин кейин, гилъадлиқ Яир оттуриға чиқип, исраилларға 22 жил сәрдар болди. 4 Яирниң 30 оғли болуп, улар 30 ешәккә минип жүрәтти. Уларниң илкидә 30 шәһәр бар еди. Бу шәһәрләр Гилъад зиминида болуп, һазирму «Яирниң шәһәрлири» дәп атилиду. 5 Яир аләмдин өткәндин кейин Қамон шәһиригә дәпнә қилинди. Аммонларниң исраилларни езиши 6 Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә яман иш қилди. Улар Баал вә Ашторәт дегән бутларға чоқунди. Шундақла Сүрийә, Сидон, Моаб, Аммон вә филистийәликләрниң илаһлириға чоқунди. Улар Пәрвәрдигарға хизмәт қилиштин ваз кечип, Униңдин йүз өриди. 7 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң исраилларға қәһәр-ғәзиви қайнап тешип, уларни филистийәликләр билән аммонларниң қолиға чүширип бәрди. 8 Шуниңдин башлап филистийәликләр билән аммонлар исраилларни езип, зулум қилишқа башлиди. Иордан дәриясиниң шәрқидики аморларниң бурунқи зимини болған Гилъад зиминида яшаватқан исраиллар 18 жил қаттиқ езилди. 9 Аммонлар Иордан дәриясидин өтүп, Йәһуда, Бинямин вә Әфрайим қәбилисигә һуҗум қилди. Исраиллар қаттиқ мүшкүллүктә қалди. 10 Исраиллар Пәрвәрдигарға: — Биз Сән Худайимиздин йүз өрүп, Баалға чоқунуп, Сениң алдиңда гуна өткүздуқ, — дәп налә-пәрият қилди. 11 Пәрвәрдигар исраилларға: — Мән силәрни мисирлиқлар, аморлар, аммонлар вә филистийәликләрдин қутқузмиғанму? 12 Сидонлуқлар, амаләкләр вә маонлар силәрни әзгән чағда, силәр Маңа налә қилғиниңларда, силәрни уларниң қолидин қутқуздум. 13 Амма силәр Мәндин йүз өрүп ялған илаһларға чоқундуңлар, шуниң үчүн, әнди Мән силәрни қутқузмаймән. 14 Бериңлар, өзәңлар таллавалған илаһлириңларға йелиниңлар! Мүшкүллүктә қалғиниңларда улар силәрни қутқузсун, — деди. 15 Исраиллар Пәрвәрдигарға йәнә йелинип: — Биз гуна өткүздуқ, бизни немә қилишни халисаң шундақ қилғайсән, лекин бизни бүгүн қутқузғайсән, — деди. 16 Шуниң билән улар ят илаһлирини ташлап, Пәрвәрдигарға йәнә хизмәт қилди. Пәрвәрдигар ахири исраилларниң зулум тартишиға қарап туралмиди. 17 Аммонлар йетип келип Гилъад зиминиға баргаһ қурди. Исраилларму топлишип, Мизпаһ шәһиригә баргаһ қурди. 18 Гилъадлиқ ақсақаллар бир-биригә: — Ким авал аммонларға һуҗум қилса, у биз гилъадлиқларниң башлиғи болиду, — дейишти. 11 Йифтаһниң исраилларға сәрдар болуши 1 Гилъадлиқ Йифтаһ бир батур җәңчи еди. У Гилъадниң оғли болуп, аниси паһишә еди. 2 Гилъадниң өз аялиму униңға бир нәччә оғул туғуп бәргән еди. Бу өгәй ака-укилар чоң болғандин кейин, Йифтаһни қоғлап чиқарди вә униңға: — Сениң атимизниң өй-зиминиға варислиқ қилишқа һәққиң йоқ! Чүнки сән дегән башқа аялниң балиси, — деди. 3 Шуниң билән Йифтаһ қериндашлиридин қечип, Тоб зиминиға берип, шу йәрдә яшиди. Узун өтмәй униң әтрапиға бир топ нийити яманлар топлишип, униңға әгәшти. 4 Бир мәзгилдин кейин аммонлар исраилларға һуҗум қилип кәлди. 5 Аммонлар һуҗум қилип кәлгәндин кейин, гилъадлиқ ақсақаллар Тоб зиминида яшаватқан Йифтаһни чақирғили униң алдиға барди. 6 Улар Йифтаһқа: — Биз аммонлар билән уруш қилмақчи, сән қайтип келип бизгә ләшкәр беши болғин, — деди. 7 Амма Йифтаһ гилъадлиқ ақсақалларға: — Мәндин нәпрәтләнгән, мени атамниң өйидин қоғлап чиқарғанлар силәр әмәсму? Әнди бешиңларға күн чүшүп мүшкүллүктә қалғанда, мени издәп кәпсиләрғу? — деди. 8 Гилъадлиқ ақсақаллар мундақ деди: — Болар иш болди, биз сениң алдиңға бизгә баш болуп аммонларға қарши җәң қилсикән, дәп кәлдуқ. 9 Йифтаһ уларға җавап берип: — Әгәр мән силәргә баш болуп аммонлар билән уруш қилип, Пәрвәрдигар уларни мениң қолумға чүшәрсә, силәр расттинла мени өзәңларға баш қиламсиләр? — деди. 10 Улар: — Пәрвәрдигар гува болсунки, биз сени чоқум өзимизгә баш қилимиз, — деди. 11 Шуниң билән Йифтаһ гилъадлиқ ақсақаллар билән биллә Гилъадқа қайтти. Хәлиқ уни өзлиригә баш вә ләшкәр беши қилди. Йифтаһ Мизпаһ шәһиридә гилъадлиқ ақсақалларға ейтқан сөзлирини Пәрвәрдигар гува болсун дәп, йәнә бир қетим тәкрарлиди. 12 Андин кейин Йифтаһ аммонларниң падишасиға әлчи әвәтип, униңдин: — Сән немә үчүн зиминимизға һуҗум қилип, биз билән урушмақчи болисән? — дәп сориди. 13 Аммонларниң падишаси Йифтаһниң әлчисидин мундақ җавап қайтурди: — Исраиллар Мисирдин чиқип мениң Арнон дәриясидин тартип ғәриптә Иордан дәриясиниң шималдики Яббоқ дәриясиғичә болған зиминимни бесивалди. Һазир уни маңа тинич йол билән қайтуруп бериңлар. 14 Йифтаһ аммонларниң падишасиға йәнә әлчи әвәтип, 15 мундақ деди: — Йифтаһ шундақ дәйдуки: «Исраиллар һечқачан моаблар яки аммонларниң зиминини бесивалмиди. 16 Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин, Қизил деңизғичә болған чөл-баяванларни кезип, Кадеш шәһиригә кәлгән. 17 Исраиллар Идом падишасиға әлчи әвәтип: ‹Бизниң силәрниң зиминиңлардин өтүшимизгә йол қойсаңлар› дегән. Амма Идом падишаси буниңға пәрва қилмиған. Улар йәнә Моаб падишасиғиму әлчи әвәткән, амма уму буниңға йол қоймиған. Шуниң билән исраиллар Кадешта яшап қалған. 18 Улар чөл-баяванларни кезип, Идом зимини билән Моаб зиминини айлинип өтүп, Моаб зимининиң шәрқигә йетип келип, Арнон дәриясиниң қарши қирғиғида баргаһ қурған. Бирақ улар моабларниң тәвәлигигә кирмигән, чүнки Арнон дәрияси болса моабларниң чегариси еди. 19 Исраиллар аморларниң Хәшбон шәһиридики падишаси Сихонға әлчи әвәтип, униңға: ‹Бизниң силәрниң зиминиңлардин өтүп маканимизға беривелишимизға йол қойсаңлар› дегән. 20 Амма падиша Сихон исраилларниң өз тәвәлигидин өтүвелиш үчүн кәлгәнлигигә ишәнмигән. Шуниң билән падиша өз адәмлирини жиғип, Яһаз шәһиридә баргаһ қуруп исраилларға һуҗум қилған. 21 Исраиллар етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигар Худа падиша Сихон билән униң адәмлирини исраилларниң қолиға чүширип бәргән. Шуниң билән исраиллар уларни мәғлуп қилип, шу йәрдә яшап кәлгән аморларниң барлиқ зиминиға егә болған. 22 Улар аморларниң Арнон дәриясидин тартип Яббоқ дәриясиғичә вә чөл-баявандин тартип Иордан дәриясиғичә болған пүткүл зиминини өз қолиға алған. 23 Исраиллар етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигар Худа аморларни Өз зиминидин қоғлап чиқирип, у зиминни Өз хәлқи болған исраилларға бәргән турса, силәр бу зиминға егә болалаттиңларму? 24 Өз илаһиңлар болған Кимош силәргә бәргән зиминға егә болмамсиләр? Охшашла, бизму Худайимиз болған Пәрвәрдигар көз алдимизда һайдап чиқиривәткәнләрниң барлиқ зиминиға егә болимиз! 25 Силәр моабларниң падишаси Зиппорниң оғли Алақдинму күчлүкму? У исраилларға қарши туруп, улар билән зимин талишип уруш қилип баққанмеди? 26 Исраиллар Хәшбон шәһири, Арйор шәһири вә уларниң әтрапидики йезиларни, Арнон дәрияси вадисидики барлиқ шәһәрләрни 300 жил егиләп ятти. Шу мәзгилдә силәр немә үчүн у зиминларни исраиллардин қайтурувалмидиңлар? 27 Мән силәргә қарши һечқандақ хата иш қилмидим, амма силәр маңа қарши уруш қилмақчи болуп, натоғра иш қиливатисиләр. Бүгүн аммонлар билән исраиллар оттурисидики бу ишқа аләмниң Һөкүмдари Пәрвәрдигар Өзи һөкүм чиқарсун». 28 Амма аммонларниң падишаси Йифтаһ әвәткән әлчиләрниң сөзлиригә қулақ салмиди. Йифтаһниң наданларчә қәсәм қилиши 29 Пәрвәрдигарниң Роһи Йифтаһниң вуҗудиға чүшти. Шуниң билән у Гилъад вә Манассә зиминидин өтүп, йәнә Гилъад зиминидики Мизпаһ шәһиригә қайтип келип, шу йәрдин аммонларға һуҗумға өтти. 30 У Пәрвәрдигарға қәсәм қилип: — Аммонларни мениң қолумға чүширип бәрсәң, 31 мән ғалибә қилип қайтип кәлгәндә, өйүмдин чиққан тунҗа тирик җанни Пәрвәрдигарға атап, көйдүрмә қурванлиқ қилимән, — деди. 32 Шуниң билән Йифтаһ исраилларни башлап аммонлар билән уруш қилди. Пәрвәрдигар аммонларни униң қолиға чүширип бәрди. 33 У Арйор шәһиридин Миннит шәһириниң әтрапиғичә вә Абел-Кирамим шәһиригичә болған 20 шәһәрни вәйран қиливәтти. Шундақ қилип, исраиллар аммонларни мәғлуп қилди. 34 Йифтаһ Мизпаһ шәһиридики өйигә қайтип кәлгәндә, униң алдиға қизи дап челип, уссул ойнап, уни күтүвалғили чиқти. У Йифтаһниң бирдин бир балиси болуп, униңдин башқа һечқандақ оғли яки қизи йоқ еди. 35 Йифтаһ қизини көрүпла, кийимлирини житип, налә қилип: — Вай қизим! Сән мени ечинишлиқ қайғу-әләмгә муптила қилдиң! Мән Пәрвәрдигарға қәсәм қилған едим, қәсимимдин яналмаймән, — деди. 36 Қизи униңға: — Әй Ата, Сән Пәрвәрдигарға вәдә қилған екәнсән, мени шу бойичә бир тәрәп қилғин. Чүнки Пәрвәрдигар сениң дүшминиң болған аммонлардин өчүңни елип бәрди. 37 Амма мениң бир тәливимгә мақул болғин. Маңа икки ай вақит бәргин, өлүш алдида турған йүзи ечилмиған қиз болғанлиғим үчүн һәмралирим билән биллә таққа чиқип, аһ уруп жиғлап келәй, — деди. 38 Дадиси: «Бопту, барғин», дәп униңға икки айлиқ рухсәт берип йолға салди. Қиз һәмралири билән биллә таққа чиқип, өзиниң йүзи ечилмиған қиз пети өлүп кетидиғанлиғиға аһ уруп жиғлиди. 39 Икки айдин кейин у атисиниң йениға қайтип кәлди. Йифтаһ қизини вәдиси бойичә бир тәрәп қилди. Йифтаһниң қизи һечқандақ әр затиға йеқинлашмиған еди. Шуниңдин кейин исраилларда мундақ бир адәт шәкилләнди: 40 Һәр жили исраилларниң қизлири гилъадлиқ Йифтаһниң қизини әсләп, униң үчүн төрт күн матәм тутидиған болди. 12 Әфрайим қәбилисиниң Йифтаһ билән җәң қилиши 1 Әфрайим қәбилиси қошун топлап, Иордан дәриясидин өтүп, Зафон шәһиригә кәлди. Улар Йифтаһқа: — Сән немә үчүн аммонлар билән уруш қилған чағда бизни чақиривалмидиң? Биз өйүңни сән билән қошуп көйдүрүветимиз! — деди. 2 Йифтаһ җававән мундақ деди: — Мән хәлқим билән бирликтә аммонлар билән қаттиқ уруш қилғанда силәрни шунчә чақирсамму, лекин силәр бизни уларниң қолидин қутқузувалмидиңлар. 3 Силәрниң ярдәмгә кәлмәйдиғанлиғиңларни һис қилғандин кейин, мән җан тикип улар билән җәң қилдим. Пәрвәрдигар уларни мениң қолумға чүширип бәрди. Әнди силәр немишкә бүгүн мән билән җәң қилмақчи болисиләр? 4 Әфрайим қәбилисидикиләр мундақ дейишти: — Силәр гилъадлиқлар пәқәт Әфрайим билән Манассә зиминлирида яшаватқан әфрайимлиқ қачқунсиләр! Шуниң билән Йифтаһ барлиқ гилъадлиқларни жиғип, Әфрайим қошуниға қарши атланди вә уруш қилип уларни мәғлуп қилди. 5 Гилъадлиқлар Иордан дәриясиниң өтидиған җайини ишғал қиливелип, Әфрайим қәбилисидикиләрниң өз зиминиға қайтишида дәриядин һечкимни өткүзмиди. Һәрқандақ бирси дәрияниң өтидиған җайидин өтмәкчи болса, гилъадлиқлар униңдин: «Сән Әфрайим қәбилисидинму?» дәп соратти. Әгәр у киши «Яқ, әмәс», дәп җавап бәрсә, 6 гилъадлиқлар йәнә: «Ундақта ‹шибболәт› дәп бақ», дәтти. Әгәр у киши Әфрайим қәбилисидин болса «сибболәт» дәп тәләппуз қилатти. Чүнки әфрайимлар бу сөзни тоғра тәләппуз қилалматти. Шуниң билән гилъадлиқлар уни тутуп, Иордан дәриясиниң өтидиған җайида өлтүрүветәтти. Шундақ қилип, Әфрайим қәбилисидин 42 миң адәм өлтүрүлди. 7 Йифтаһ исраил хәлқигә алтә жил сәрдар болди. У вапат болған чағда, Гилъад зиминидики шәһәрләрниң биригә дәпнә қилинди. Ибзан, Елон вә Абдонниң исраилларға сәрдар болуши 8 Йифтаһ аләмдин өткәндин кейин, бәйтлиһәмлик болған Ибзан исраил хәлқигә сәрдар болди. 9 Униң 30 оғли 30 қизи бар еди. Униң қизлири башқа җамаәтләргә ятлиқ болуп кәтти. Оғуллириға башқа җамаәтләрдин қиз елип бәрди. Ибзан исраилларға йәттә жил сәрдар болди. 10 У аләмдин өткәндин кейин Бәйтлиһәмгә дәпнә қилинди. 11 Ибзандин кейин Зәбулун қәбилисидин болған Елон исраилларға он жил сәрдар болди. 12 У аләмдин өткәндин кейин, Зәбулун зиминидики Айялон шәһиригә дәпнә қилинди. 13 Елондин кейин, Пиратон шәһирилик Һиллелниң оғли Абдон исраилларға сәрдар болди. 14 Униң 40 оғли 30 оғул нәвриси бар еди, улар 70 ешәккә минип жүрүшәтти. У исраилларға сәккиз жил сәрдар болди. 15 У аләмдин өткәндин кейин, Әфрайим зиминидики амаләкләрниң тағлиқ райониға җайлашқан Пиратон шәһиригә дәпнә қилинди. 13 Шимшонниң туғулуши 1 Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә яман иш қилди. Шуниң билән Пәрвәрдигар уларни 40 жилғичә филистийәликләрниң қолиға чүширип бәрди. 2 Шу чағда Зораһ шәһиридә Дан қәбилисидин болған Мановаһ исимлиқ бир киши бар еди. Униң аяли туғмас болуп, пәрзәнди йоқ еди. 3 Пәрвәрдигарниң пәриштиси униң аялиға көрүнүп, мундақ деди: — Қара, сән һазирғичә пәрзәнт йүзи көрәлмигән едиң, амма көп өтмәй һамилдар болуп, бир оғул туғисән. 4 Буниңдин кейин диққәт қилғин, һарақ-шарап ичмигин. Пак болмиған нәрсиләрни йемигин. 5 Гепимни аңла, сән чоқум һамилдар болуп, бир оғул туғисән. У бешиға устира тәккүзмисун, бу оғул қосақтики вақтидин башлапла Пәрвәрдигарға алаһидә аталған болуп, у исраилларни филистийәликләрниң қолидин қутқузушни башлиғучидур. 6 Аял ериниң йениға келип: — Худаниң әвәткән адими йенимға кәлди, униң турқи Пәрвәрдигарниң пәриштисигә охшайдикән, бәкму салапәтлик екән. Мән униң қәйәрдин кәлгәнлигини соримидим, уму маңа өз исмини ейтип бәрмиди. 7 Амма у маңа: «Сән чоқум һамилдар болуп, бир оғул туғисән. Һарақ-шарап ичмигин. Пак болмиған нәрсиләрни йемигин. Бу оғул қосақтики вақтидин башлап һаятиниң ахириғичә Пәрвәрдигарға алаһидә аталған болиду» деди, — деди. 8 Мановаһ Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип: — Әй Егәм, Сән әвәткән шу адәмни йәнә бир қетим әвәткәйсән. Бизгә туғулидиған бала тоғрисида қандақ қилишимиздин тәлим бәрсун, — деди. 9 Худа Мановаһниң илтиҗасини аңлиди. Униң аяли етизда арам елип олтарғинида, Худаниң пәриштиси униң йениға йәнә кәлди. Бу чағда Мановаһ униң йенида әмәс еди. 10 Аяли алдирап ериниң йениға келип: — Алдинқи күни маңа көрүнгән адәм йәнә кәлди, — деди. 11 Мановаһ орнидин туруп аялиға әгишип у адәмниң йениға кәлди вә униңдин: — Алдинқи қетим аялимға гәп қилған сизму? — дәп сориди. У адәм: «Шундақ, мән», дәп җавап бәрди. 12 Мановаһ униңдин йәнә: — Сизниң сөзлириңиз әмәлгә ашқандин кейин, бала қандақ тәрбийилиниши керәк? Униң вәзиписи немә? — дәп сориди. 13 Пәрвәрдигарниң пәриштиси Мановаһқа: — Аялиң мениң ейтқанлиримни есидә чиң сақлисун. 14 У үзүмдин ишләнгән һәрқандақ нәрсини йемисун, һарақ-шарап ичмисун, пак болмиған нәрсиләрни йемисун. У мениң буйруқлиримға чоқум әмәл қилсун, — деди. 15 Мановаһ Пәрвәрдигарниң пәриштисигә: — Сизгә атап бир оғлақ сояй, пишқичә бирдәм олтирип турғайсиз, — деди. 16 Пәрвәрдигарниң пәриштиси Мановаһқа: — Бирдәм олтирип турғиним биләнму бәрибир, йемәклигиңни йемәймән. Амма сән бир көйдүрмә қурванлиқ тәйярлап, уни Пәрвәрдигарға тәғдим қилғин, — деди (бу вақитта Мановаһ униң Пәрвәрдигарниң пәриштиси екәнлигини билмәтти). 17 Мановаһ Пәрвәрдигарниң пәриштисигә: — Исмиңизни маңа ейтип бәргәйсиз, дегәнлириңиз әмәлгә ашқанда нам-шәривиңизни улуқлаймиз, — деди. 18 Пәрвәрдигарниң пәриштиси Мановаһқа: — Исмимни сорап немә қилисән? Исмимни чүшинишкә сениң әқлиң йәтмәйду, — деди. 19 Шуниң билән Мановаһ Пәрвәрдигарға аталған оғлақ билән ашлиқ һәдийәсини қурванлиқ суписи орнида ишлитилгән бир қорам таш үстигә қоюп, көйдүрмә қурванлиқ қилди. Пәрвәрдигар Мановаһ билән униң аялиниң көз алдида Өз мөҗүзисини көрсәтти. 20 Қорам таштин от асманға қарап лавулдиғанда, Пәрвәрдигарниң пәриштиси ялқун ичидә учқандәк асманға көтирилди. Буни көрүп Мановаһ билән униң аяли йәргә тизлинип сәҗдә қилди. 21 Шуниңдин кейин Пәрвәрдигарниң пәриштиси Мановаһ билән униң аялиға қайта көрүнмиди. Бу ишларни көргән Мановаһ униң Пәрвәрдигарниң пәриштиси екәнлигини билип, 22 аялиға: — Биз өлидиған болдуқ, чүнки биз Худани көрдуқ, — деди. 23 Амма аяли униңға: — Пәрвәрдигарниң бизни өлтүргүси болса, бизниң көйдүрмә қурванлиғимиз вә ашлиқ һәдийәмизни қобул қилмиған, бизгә бу карамәтләрни көрсәтмигән вә бу әҗайип ишлардин хәвәр бәрмигән болатти, — деди. 24 Кейин Мановаһниң аяли бир оғул туғди һәм униңға Шимшон дәп исим қойди. Бу оғул чоң болғанда, Пәрвәрдигар униңға бәхит ата қилди. 25 Шимшон Зораһ вә Әштаол шәһириниң оттурисидики Дан қараргаһида турғанда, Пәрвәрдигарниң Роһи уни йетәкләшкә башлиди. 14 Шимшонниң той қилиши 1 Шимшон Тимнаһ шәһиригә берип, бу шәһәрдә филистийәлик бир қизни көрүп қалди. 2 У қайтип келип, ата-анисиға: — Тимнаһ шәһиридә филистийәлик бир қизға көзүм чүшүп қалди. Униңға өйлинәй дәймән, уни маңа елип бериңлар, — деди. 3 Ата-аниси униңға: — Туққанлар яки өз хәлқимиз арисида қизлар қалмидиму? Әшу хәтнисиз филистийәликләрниң қизини алмақчиму сән? — деди. Амма Шимшон атисиға: — У қизни маңа елип берисән! У қиз маңа йеқип қалди, — деди. 4 Шимшонниң ата-аниси бу ишниң Пәрвәрдигар тәрипидин болуватқанлиғини билмәтти. Чүнки Пәрвәрдигар филистийәликләргә қарши туруш үчүн пурсәт яритивататти. Шу чағларда филистийәликләр исраилларға һөкүмранлиқ қиливататти. 5 Кейин Шимшон ата-аниси билән Тимнаһ шәһиригә келип, у йәрдики бир үзүмзарлиққа барди. У йәрдә туюқсиз бир яш шир һөкиригиничә Шимшонға етилип кәлди. 6 Пәрвәрдигарниң Роһи Шимшонға күч-қудрәттә чүшти. Шуниң билән Шимшон қоли билән ширни оғлақни парчилиғандәк парчилап ташлиди. Амма у бу ишни ата-анисиға ейтмиди. 7 Кейин Шимшон һелиқи қизниң қешиға берип, униң билән параңлишип, өзиниң уни яқтуруп қалғанлиғини ейтти. 8 Көп өтмәй Шимшон қизни әмригә елиш үчүн у йәргә йәнә барди. У кетип берип, бир чәттә ятқан һелиқи ширниң өлүгини көрди. Бир топ һәсәл һәриси у ширниң тенигә олишивалған болуп, тенидә һәсәл туратти. 9 У һәсәлдин қолиға азирақ елип, йолда йегәч маңди вә ата-анисиниң йениға берип, уларғиму бәрди. Ата-анисиму у бәргән һәсәлни йеди. Амма у бу һәсәлләрни өзи өлтүргән ширниң тенидин алғанлиғини уларға ейтмиди. 10 Шимшонниң атиси берип қиз тәрәп билән көрүшти. Шимшон шу йәрдики жигитләрниң адити бойичә тойға тәйярлиқ қилди. 11 Тойда көпчилик Шимшон билән көрүшүп, 30 жигитни униңға тойда һәмра болушқа қошуп қойди. 12 Шимшон уларға: — Мән силәрдин бир тепишмақ сорай. Той болидиған йәттә күн ичидә силәр бу тепишмақниң җававини тапалисаңлар, мән силәргә есил кәндир рәхттин тикилгән 30 қур ич кийим вә 30 қур тон беримән. 13 Әгәр тапалмисаңлар, у чағда силәр маңа есил кәндир рәхттин тикилгән 30 қур ич кийим билән 30 қур тон берисиләр, — деди. Улар: — Қени, әмсә тепишмиғиңни ейтқин, аңлап бақайли, — дейишти. 14 Шимшон уларға мундақ деди: Йемәклик чиқар йегүчидин, Татлиқ чиқар күчлүктин. Улар үч күнгичә ойлинип, тепишмақниң җававини тапалмиди. 15 Төртинчи күнигә кәлгәндә, улар Шимшонниң аялиға: — Сән ериңни алдап-салдап, бизгә тепишмақниң җававини уқуп бәр! Ундақ қилмисаң, сени атаңниң өйи билән қошуп көйдүрүветимиз. Әҗәва, силәр бизни мал-мүлкимиздин айрилип қелишимиз үчүн бу йәргә чақирғанму? — дейишти. 16 Шимшонниң аяли ериға жиғлап туруп: — Сиз мени өч көридикәнсиз! Яхши көрмәйдикәнсиз! Бизниң адәмлиримизгә бир тепишмақ ейтипсиз, амма тепишмақниң җававини маңа ейтип бәрмидиңиз, — деди. Шимшон униңға: — Мән һәтта ата-анамғиму ейтип бәрмигән турсам, саңа ейтип берәттимму? — деди. 17 У той ахирлашқичә ериниң алдида жиғлап жүрди. Йәттинчи күнигә кәлгәндә аяли бәк җедәл қилип кәткәнликтин, ахири униңға җававини ейтип бәрди. Аяли болса бу җавапни өзи тәрәпниң адәмлиригә ейтип бәрди. 18 Йәттинчи күни күн петиштин бурун, шәһәрдикиләр Шимшонға мундақ дәп җавап беришти: Һәсәлдин татлиқ немә бар? Ширдин күчлүк немә бар? Шимшон уларға: — Әгәр силәр мениң мозийим билән йәр ағдурмиған болсаңлар, тепишмақниң җававини тапалмиған болаттиңлар, — деди. 19 Пәрвәрдигарниң Роһи Шимшонға күч-қудрәттә чүшти. Шуниң билән у Ашқилонға берип, 30 адәмни өлтүрүп, уларниң һәммә нәрсилирини олҗа елип кийимлирини тепишмақни тапқанларға бәрди. Андин Шимшон дәрғәзәп болуп атисиниң өйигә қайтип кәтти. 20 Шундақ қилип, қизниң атиси қизини Шимшонниң қолдишиға бәрди. 15 Шимшонниң филистийәликләрдин өч елиши 1 Бир мәзгилдин кейин буғдай оруш пәсли кәлгәндә Шимшон оғлақтин бирни елип аялини йоқлап кәлди. Шимшон: — Мән аялимниң һоҗрисиға кирип, униң билән биллә болимән, — деди. Бирақ қейинатиси уни киргүзмиди. 2 Қейинатиси униңға: — Мән техи, сени униңға бәк өч болуп кәтти дәп ойлап, уни сениң қолдишиңға беривәткән. Униң сиңлиси униңдинму чирайлиқ, аялиңниң орниға сиңлисини алғин, — деди. 3 Шимшон уларға: — Бу қетим мән филистийәликләргә зиян йәткүзсәм мәндин көрмәңлар, — деди. 4 Шуниң билән Шимшон берип үч йүз түлкә тутуп кәлди. У мәшъәл тәйярлап, түлкиләрни җүп-җүп қилип, қуйруқлирини бир-биригә четип, четилған җайларға бирдин мәшъәл қистурди. 5 У мәшъәлгә от туташтуруп, түлкиләрни филистийәликләрниң етизлиғидики буғдайлиққа қоювәтти. Шундақ қилип, орулуп болған вә техи орулуп болмиған буғдайларға от кәтти. Йәнә уларниң үзүмзарлиқ вә зәйтунлуқ бағлириму көйүп кәтти. 6 Филистийәликләр: — Буни ким қилди? — дәп сорашти. — Буни тимнаһлиқларниң күйоғли Шимшон қилди. Чүнки қейинатиси қизини Шимшонниң қолдишиға беривәткән екән, — дейишти. Шуниң билән филистийәликләр қозғилип, Шимшонниң аяли вә қейинатисини көйдүрүп ташлиди. 7 Шимшон филистийәликләргә: — Мән қәсәм қилимәнки, бу қилғиниңлар үчүн, силәрдин чоқум өч алмиғичә болди қилмаймән, — деди. 8 Шимшон уларға һуҗум қилип, уларни қаттиқ яриландурди вә мәғлуп қилди. Шуниңдин кейин Шимшон Етам дегән бир қия ташлиқтики өңкүргә кирип, шу йәрдә яшашқа башлиди. 9 Филистийәликләр Йәһуда зиминиға келип баргаһ қурди вә Ләхи дегән җайға тарқалди. 10 Йәһуда қәбилисидикиләр: — Силәр немә үчүн бизгә һуҗум қилисиләр? — дәп сориди. Улар: — Биз Шимшонни бағлап елип кетимиз, у бизгә қандақ қилған болса, бизму униңға шундақ қилимиз, — дейишти. 11 Шуниң билән Йәһуда қәбилисидин үч миң адәм Етам дегән қия ташлиқтики өңкүргә келип, Шимшонға мундақ деди: — Филистийәликләрниң бизгә һөкүмранлиқ қиливатқанлиғини билмәмсән? Сән немә үчүн бизгә иш тепип берисән? Шимшон уларға: — Улар маңа қандақ қилған болса, мәнму уларға шундақ қилдим, — деди. 12 Йәһуда қәбилисидикиләр униңға: — Биз сени бағлап филистийәликләргә тапшуруп бериш үчүн кәлдуқ, — деди. Шимшон уларға: — Силәр мени өлтүрмәсликкә қәсәм қилиңлар, — деди. 13 Улар: — Мақул, биз пәқәт сени бағлап филистийәликләргә тапшуруп беримиз, сени һәргиз өлтүрмәймиз, — дейишти. Шуниң билән улар икки йеңи ағамча билән Шимшонни бағлап, өңкүрдин елип чиқти. 14 Шимшон Ләхи дегән җайға елип келинди. Филистийәликләр қаттиқ вақиришип тәнтәнә қилишти. Пәрвәрдигарниң Роһи Шимшонға күч-қудрәттә чүшүп, униң мүрә-биләклиригә бағланған ағамчилар худди отқа чүшкән кәндирдәк үзүлүп кәтти. 15 У йәрдин өлгини узун болмиған ешәкниң иңәк сүйигини елип, филистийәликләрдин бир миң адәмни өлтүрүп ташлиди. 16 Шимшон шундақ деди: «Ешәкниң иңәк сүйигидә өлтүрүлгәнләр догилинип кәтти. Ешәкниң иңәк сүйиги билән қолумда өлгәнләр миңға йәтти». 17 У сөзини түгитип қолидики сүйәкни ташлавәтти. Шуниң билән у җай Рамат-Ләхи дәп аталди. 18 Шимшон бәк уссап кетип, Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип мундақ деди: — Сән хизмәткариң арқилиқ шундақ улуқ қутқузушни башлиған екәнсән, мениң уссузлуқтин өлүп, тенимниң хәтнисизләрниң қолида қелишини халамсән? 19 Худа Ләхи дегән җайда йәрни йерип су чиқарди. Булақтин су етилип чиқти. Шимшон суни ичип күч-қувити әслигә кәлди. Шуниңдин кейин бу булақниң исми Ен-Һаққорә дәп аталди. Бу булақ Ләхи дегән җайда һазирму бар. 20 Филистийәликләр һөкүмранлиқ қиливатқан дәвирдә, Шимшон исраил хәлқигә жигирмә жил сәрдар болди. 16 1 Бир күни Шимшон Филистийәдики Газаға берип, у йәрдә бир паһишә аял билән биллә болди. 2 Газилиқлар Шимшонниң кәлгәнлигини аңлап, шәһәрни қоршавға елип, кечичә шәһәр дәрвазисида Шимшонни күтүп, тивиш чиқармай йошурун җайда ятти. Улар кечичә күтүп, «таң етиши биләнла Шимшонни өлтүрүветимиз», дейишти. 3 Лекин Шимшон йерим кечә болғанда орнидин туруп, шәһәр дәрвазисиниң қанатлирини кешиги биләнла қомуруп, тақақлири билән қошуп мүрисигә елип, Һиброн шәһириниң алдидики дөңниң үстигә елип чиқип кәтти. Шимшон билән Диләйла 4 Кейин Шимшон Сореқ җилғисида яшайдиған Диләйла исимлиқ бир аялға ашиқ болуп қалди. 5 Филистийәликләрниң бәглири у аялниң алдиға берип: — Сән уни алдап, униң күч-қудритиниң сирини вә бизниң уни қандақ қилип бағлап бойсундуралайдиғанлиғимизни билип бәргин. Шундақ қилсаң, һәрбиримиз саңа 1100 күмүч тәңгә беримиз, — деди. 6 Шуниң билән Диләйла Шимшондин: — Сизниң шундақ күчлүк болушиңизниң сирини вә қандақ қилғанда сизни бағлап бойсундурғили болидиғанлиғини маңа дәп бериң, — деди. 7 Шимшон униңға: — Әгәр кишиләр йәттә тал техи қурумиған йеңи оқ-я тасмиси билән мени бағлиса, мән адәттики адәмләргә охшаш аҗиз болуп қалимән, — деди. 8 Филистийәликләрниң бәглири Диләйлаға оқ-яниң йәттә тал техи қурумиған йеңи тасмисини әкелип бәрди. У аял бу оқ-я тасмиси билән Шимшонни бағлиди. 9 Бу чағда адәмләр униң һоҗрисида йошурунуп күтүп турған еди, Диләйла Шимшонға қарап: — Шимшон! Филистийәликләр кәлди! — дәп вақириди. Шимшон шу һаман оқ-я тасмисини худди отқа чүшкән кәндир жипидәк үзүп ташлиди. Шундақ қилип, Шимшонниң күч-қудритиниң сирини һечким биләлмиди. 10 Диләйла униңға: — Сиз мени ахмақ қилип ялған сөзләпсиз. Маңа сизни қандақ қилғанда бағлиғили болидиғанлиғини дәп бериң, — деди. 11 Шимшон униңға: — Әгәр кишиләр техи ишлитилмигән йеңи ағамча билән мени қаттиқ бағлиса, мән адәттики кишиләргә охшаш аҗиз болуп қалимән, — деди. 12 Шуниң билән Диләйла техи ишлитилмигән йеңи ағамча әкелип, Шимшонни бағлап, униңға: — Шимшон! Филистийәликләр кәлди! — дәп вақириди. Бу чағда филистийәликләр униң һоҗрисида йошурунуп күтүп турушқан еди. Шимшон ағамчиларни худди жипни үзгәндәк үзүп ташлиди. 13 Диләйла йәнә Шимшонға: — Сиз та һазирғичә мени ахмақ қилип, ялған сөзләп кәпсиз. Маңа сизни қандақ қилғанда бағлиғили болидиғанлиғини ейтип бериң, — деди. Шимшон униңға: — Әгәр сән мениң бешимдики йәттә өрүм чечимни дәстигаһтики жипқа қошуп тоқуп, қозуқ билән чиңитип қойсаңла, мән адәттики адәмләргә охшаш аҗиз болуп қалимән, — деди. 14 Шуниң билән Шимшон ухлап қалғанда, Диләйла униң бешидики йәттә өрүм чачни дәстигаһтики жипқа қошуп тоқуп, уни қозуқ билән чиңитип қойди. Андин Шимшонға: — Шимшон! Филистийәликләр кәлди! — дәп вақириди. Шимшон ойғинип, дәстигаһта жипқа қошуп тоқуветилгән чечи билән дәстигаһ вә қозуқни жулуп еливәтти. 15 Диләйла Шимшонға: — Сириңизни мәндин йошуруп туруп қандақчә йәнә: «Сени сөйимән» дәләләйсиз? Сиз мени үч қетим алдидиңиз, маңа сиздики күч-қудрәтниң сирини ейтип бәрмидиңиз, — деди. 16 Диләйла күндә котулдап, җедәл қилип, уни өлгүдәк безар қилди. 17 Ахири Шимшон униңға һәммини ейтип бәрди: — Чүнки мән туғулғандин тартипла Пәрвәрдигарға алаһидә аталған болғачқа, һазирғичә бешимни устира билән чүширип бақмиған. Әгәр мениң бешим устира билән чүширилсә, вуҗудумдики күч-қувәт мәндин айрилиду-дә, адәттики адәмләргә охшаш аҗиз болуп қалимән. 18 Шимшон Диләйлаға сирини ейтип бәргәндин кейин, Диләйла филистийәликләрниң бәглиригә: — Әнди келиңлар, у сирини маңа ейтип бәрди, — дәп хәвәр йәткүзди. Филистийәликләрниң бәглири күмүч тәңгиләрни елип униң өйигә кәлди. 19 Диләйла Шимшонни тизиға ятқузуп ухлитип қойди вә адәм чақирип келип, Шимшонниң йәттә өрүм чечини устира билән чүшәргүзүвәтти. Шуниң билән Шимшон күч-қудритидин айрилди, Диләйла уни бойсундурушқа башлиди. 20 У Шимшонға: — Шимшон! Филистийәликләр кәлди! — дәп вақириди. Шимшон ойғинип көңлидә: «Мән бурунқидәк бир силкинипла бошинимән», дәп ойлиди. Амма у Пәрвәрдигарниң өзини ташлап кәткәнлигини билмәтти. 21 Филистийәликләр уни тутуп, көзлирини оювелип, Газаға елип кәлди. Уни мис зәнҗир билән кишәнләп, зинданға ташлап, ун тартишқа ишқа салди. 22 Амма униң чүшириветилгән чечи йәнә қайта өсүшкә башлиди. Шимшонниң өлүми 23 Филистийәликләрниң бәглири өзлириниң илаһи Дагонға атап чоң қурванлиқ өткүзүп: «Илаһимиз дүшминимиз Шимшонни бизгә тутуп бәрди», дәп тәнтәнә қилишти. 24 Пухраларму Шимшонни көргәндин кейин, илаһиға мәдһийә ейтип: «Бизниң илаһимиз зиминимизни вәйран қилип, көп адәмлиримизни өлтүргән дүшминимизни тутуп бәрди», дәп тәнтәнә қилишти. 25 Улар қаттиқ хошал болушқан һалда: — Шимшонни әкелип бериңлар, униң тамашисини көрүп көңүл ачимиз, — дәп вақирашти. Шуниң билән Шимшон зиндандин елип келинди. Улар униң тамашисини көрмәкчи болуп, уни ибадәтханиниң торусини тирәп турған икки түврүкниң оттурисида турғузуп қойди. 26 Шимшон өзини йетиләп кәлгән жигиткә: — Мени ибадәтханини тирәп турған түврүкниң йениға елип бар, мән униңға йөлинип турай, — деди. 27 Бу чағда ибадәтханиға әрләр вә аяллар лиқ толған болуп, филистийәликләрниң бәглири һәммиси шу йәрдә еди. Имарәтниң үстидики өгүздиму әр вә аяллардин болуп, үч миңчә адәм Шимшонниң тамашисини көрүвататти. 28 Шимшон Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип мундақ деди: — Әй Егәм Пәрвәрдигар, мени есиңгә алғайсән, әй Худа, маңа йәнә бир қетим күч-қувәт бәргәйсән, мән оювелинған көзлирим үчүн филистийәликләрдин интиқам еливалай. 29 Шуниң билән Шимшон ибадәтхана оттурисидики торусни тирәп турған икки түврүкниң бирсигә оң қолини, иккинчисигә сол қолини тирәп туруп, 30 «Мән филистийәликләр билән биллә өләй!» деди-дә, пүтүн күчи билән түврүкни өрүп ташлиди. Ибадәтханиниң торуси бәгләр вә барлиқ кишиләрниң үстигә гүмүрүлүп чүшти. Шундақ қилип, у өлидиған чағда пүтүн өмридә өлтүргәндинму көп адәмләрни өлтүрди. 31 Униң қериндашлири вә атисиниң пүтүн җамаитидикиләр униң җәсидини қайтуруп келип, Зораһ шәһири билән Әштаол шәһириниң оттурисидики атиси Мановаһниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилишти. У исраилларға 20 жил сәрдар болди. 17 Микаһниң бутлири 1 Әфрайим тағлиқ районида Микаһ исимлиқ бир киши бар еди. 2 У анисиға: — Мән 1100 күмүч тәңгини оғрилавалған кишини қарғиғанлиғиңни аңлидим. Қара, бу пуллар мениң йенимда, пулларни мән оғрилиған едим, — деди. Аниси униңға: — Оғлум, иқрар қилғанлиғиң үчүн Пәрвәрдигар саңа бәхит ата қилғай! — деди. 3 Шуниң билән 1100 күмүч тәңгини анисиға қайтуруп бәрди. Микаһниң аниси: — Мән бу күмүчләрни чин дилимдин оғлум үчүн Пәрвәрдигарға атидим, буниңдин саңа бир ойма вә қуйма бут яситип берәй, — деди. 4 Микаһ күмүчләрни анисиға қайтуруп бәргәндин кейин, аниси 200 күмүч тәңгини айрип қуймичиға бир ойма вә қуйма бут яситип, уни Микаһниң өйигә қоюп қойди. 5 Шуниң билән Микаһниң бир бутханиси бар болди. Микаһ йәнә ефод билән кичик бутларни яситип, оғуллириниң бирсини роһаний қилип тайинлиди. 6 У заманларда исраилларниң падишаси йоқ еди. Һәрким өзи тоғра дәп қариған ишни қилатти. 7 Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәмдә Лавий қәбилисидин болған бир яш жигит Йәһуда қәбилисидикиләр билән биллә яшатти. 8 У жигит башқа макан тепиш үчүн Бәйтлиһәмдин кетип, Әфрайим тағлиқ районидики Микаһниң өйигә келип қалди. 9 Микаһ униңдин: — Сән қәйәрдин кәлдиң? — дәп сориди. — Мән Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәмдин кәлгән Лавий қәбилисидин болимән. Яшаш үчүн макан издәп жүримән, — дәп җавап бәрди у жигит. 10 Микаһ униңға: — Сән мән билән биллә туруп, маңа устаз вә роһаний болғин. Мән саңа жилда 10 күмүч тәңгә берәй, йемәк-ичмәк, кийим-кечигиң мәндин болсун, — деди. 11-12 Яш лавий униң билән биллә турушқа мақул болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди. Микаһ уни өз оғлидәк көрүп, роһаний қилип тайинлиди. 13 Микаһ: — Билип йәттимки, Пәрвәрдигар әнди ишлиримға бәрикәт бериду, чүнки мән лавийлардин бирни өзәмгә роһаний қилдим, — деди. 18 Дан қәбилисиниң яш роһанийни вә бутларни елип кетиши 1 У заманларда исраилларниң падишаси йоқ еди. Исраиллардин болған Дан қәбилиси маканлишидиған зимин издәп жүрәтти. Чүнки исраилларниң қәбилилиригә зимин тәхсим қилип берилгәндә, Дан қәбилиси өзигә бөлүнгән зиминға техи егә болмиған еди. 2 Шуңа Дан қәбилиси өз қәбилисигә вәкил қилип Зораһ вә Әштаолдин бәш палванни таллиди һәм: «Берип зиминларни чарлап келиңлар!» дәп уларни әвәтти. Улар Әфрайим тағлиқ райониға келип, Микаһниң өйигә чүшти. 3 Улар Микаһниң өйидә яш лавийниң шевисидин уни тонуп қелип, униңдин: — Сени бу йәргә ким елип кәлди? Бу йәрдә немә қилисән? Немә иш билән мәшғул болисән? — дәп сориди. 4 Бу яш лавий уларға Микаһниң өзи билән келишим түзүп, униң хас роһанийи болғанлиғини ейтип бәрди. 5 Улар: — Сән Худадин сорап баққин, бизниң сәпиримиз оңушлуқ боламдикин, — деди. 6 Яш лавий уларға җавап берип: — Хатирҗәм меңивериңлар, пүтүн сәпириңларни Пәрвәрдигар күзитип туриду, — деди. 7 Шуниң билән бу бәш палван йолға чиқип, Лайишқа йетип кәлди. Улар бу йәрдики кишиләрниң сидонлуқларға охшаш хатирҗәм, теч-аман яшаватқанлиғини көрди. Буларға зомигәрлик қилидиған дүшмән йоқ еди. Улар өз достлири болған сидонлуқлардин жирақ яшап, улардин башқилар билән бериш-келиш қилматти. 8 Бәш палван өз қәбилиси туридиған Зораһ вә Әштаолға қайтип кәлгәндә, қериндашлири улардин: — Немиләрни көрдүңлар? — дәп сориди. 9 — Җүрүңлар, биз у зиминға һуҗум қилайли! У зиминлар наһайити есил екән. Биз уни көрүп туруп қандақму җим туралаймиз? Иккиләнмәй берип у йәрләрни қолға кәлтүрәйли. 10 Силәр у йәргә барсаңлар хатирҗәм, турмуши параван яшаватқан хәлиқни көрисиләр. Худа бизгә бепаян, үнүмлүк болған бу зиминни бериду! — деди улар. 11 Шуниң билән Дан қәбилисидин 600 адәм қураллинип Зораһ вә Әштаолдин йолға чиқти. 12 Улар берип Йәһуда зиминидики Қирят-Йиаримда қараргаһ қурди. Шу сәвәптин Қирят-Йиаримниң ғәрбидики шу йәрләр һазирғичә «Дан қараргаһи» дәп атилип кәлмәктә. 13 Улар йол үстидә Әфрайим тағлиқ районидики Микаһниң өйигә кәлди. 14 Лайиш зиминиға чарлашқа берип кәлгән бәш палван өз қериндашлириға мундақ деди: — Силәр бу өйдә ефод, ойма вә қуйма бутлар вә кичик бутларниң барлиғини биләмсиләр? Шуңа қандақ қилиш керәклигини яхши ойлишиңлар. 15 Шуниң билән һелиқи бәш палван яш лавий туридиған Микаһниң өйиниң алдиға келип униңдин течлиқ-аманлиқ сориди. 16-17 Бу вақитта Дан қәбилисиниң қуралланған 600 адими ишик алдида роһаний яш лавийни ариға еливалди. Дәл шу чағда һелиқи бәш чарлиғучи палван өйгә кирип, ефод, ойма вә қуйма бутлар вә кичик бутларни елип маңди. 18 Яш роһаний уларниң Микаһниң өйигә кирип, ефод, ойма вә қуйма бутлар вә кичик бутларни елип маңғанлиғини көрүп, улардин «бу немә қилғиниңлар?» дәп сориди. 19 Улар җававән: — Ағзиңни жум, үнүңни чиқарма! Биз билән маң, бизгә устаз вә роһаний болғин. Бир адәмниң аилисидә роһаний болғиниңдин исраилларниң пүтүн бир қәбилисигә роһаний болғиниң яхши әмәсму? — деди. 20 Роһаний ичидә хошал болуп ефод, ойма бут вә кичик бутларни елип уларға қошулди. 21 Улар мал-мүлүклирини елип, бала-җақилири вә чарва-маллирини алдиға селип, өз йолиға раван болди. 22 Улар Микаһниң аилисидин узап кәткәндә, Микаһ билән хошнилири жиғилип, Дан қәбилисидикиләрни қоғлап йетишивалди вә 23 уларға вақириди. Дан қәбилисидикиләр кәйнигә бурулуп, Микаһтин: — Сән бунчә көп адәмни башлап келип, немә иш қилмақчисән? — дәп сориди. 24 — Силәр роһанийимни вә мән ясиған бутларни елип маңдиңлар, мениң немәм қалди? Йәнә мениңдин «немә қилмақчисән» дәп сораватамсиләр? — деди Микаһ. 25 — Биз билән талашма! Болмиса қени қизиқ кишиләр сени вә аиләңдикиләрниң җенини алиду! — деди Дан қәбилисидикиләр. 26 Шуниң билән, Дан қәбилисидикиләр өз йолини давамлаштурди. Микаһ уларниң өзидин күчлүк екәнлигини көрүп, амалсиз өйигә қайтип кәтти. 27 Дан қәбилисидикиләр Микаһ ясиған бутларни вә роһаний яш лавийни елип, Лайишқа кәлди. Улар Лайишта теч-аман вә хатирҗәм яшаватқан хәлиқни қилич билән қирғин қилип, шәһәргә от қоювәтти. 28 Уларни һечким қутқузмиди, чүнки Лайиш Сидондин жирақ еди, улар һәм һечким билән бериш-келиш қилматти. Бу шәһәр Бәйт-Рихоб шәһири әтрапидики җилғиға җайлашқан еди. Дан қәбилисидикиләр бу шәһәрни қайтидин қуруп, у йәрдә яшап қалди. 29 Улар бу шәһәрни исраилларниң оғли, өзлириниң әҗдади болған Данниң нами билән «Дан шәһири» дәп атиди. Бурун бу шәһәрниң исми Лайиш еди. 30 Дан хәлқи һелиқи ойма бутни тиклиди. Улар бу зиминдикиләр сүргүн қилинғичә, Муса пәйғәмбәрниң нәвриси, йәни Гершомниң оғли Йонатан вә униң әвлатлирини Дан қәбилисигә роһаний қилип тайинлиди. 31 Худаниң ибадәтгаһи Шило шәһиригә җайлашқан болуп, униңда Дан қәбилиси Микаһ ясиған бутни тиклигән еди. 19 Лавий қәбилисидин болған бир адәм вә униң тоқили 1 У заманларда исраилларниң падишаси йоқ болуп, Әфрайим тағлиқ райониниң чәт бир йеридә Лавий қәбилисидин болған бир адәм яшатти. У Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәм шәһиридә яшайдиған бир аялни өзигә тоқаллиққа алди. 2 Бирақ униң тоқили бузуқчилиқ қилип, ерини ташлап, Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәм шәһиридә яшайдиған атисиниң өйигә беривелип, у йәрдә төрт ай турди. 3 Бу лавий бир чакар билән икки ешәкни елип, униң кәйнидин берип, яхши гәпләр билән уни қайтуруп кәлмәкчи болди. У йетип кәлгәндә, тоқили уни атисиниң йениға башлап кирди. Атиси уни көргәндә уни хошаллиқ билән күтүвалди. 4 Қейинатиси уни үч күн тутуп қалди. Шуниң билән у бу өйдә йәп-ичип туруп қалди. 5 Төртинчи күни болғанда, улар әтигән туруп маңмақчи болди. Қейинатиси күйоғлиға: — Азирақ нашта қилип, қосиғиңларни тойдуруп меңиңлар, — деди. 6 Шуниң билән у иккиси олтирип ғизаланди. Қейинатиси лавийға йәнә: — Бүгүн туруп қелип, мошу йәрдә көңлүңларни хуш қилиңлар, — деди. 7 Лавий орнидин туруп меңишқа тәмшиливеди, қейинатиси уни мәҗбурий тутуп қалди. Шундақ қилип, у йәнә бир кечә қонуп қалди. 8 Бәшинчи күнигә кәлгәндә, у әтигән туруп маңмақчи болди. Қейинатиси: — Тамақ йәп чүштин кейин меңиңлар, — деди. Шуниң билән улар тамаққа туруп қалди. 9 Лавий тоқилини елип чакири билән меңишқа тәмшәлгәндә, қейинатиси униңға йәнә: — Қараңлар, кәч болай дәп қалди, күнму олтирай деди, бүгүн қонуп қелиңлар. Мошу йәрдә көңүл ечип, әтә әтигән сәһәр туруп, йолға чиқиңлар, — деди. 10 Бу қетим у унимай тоқилини елип икки ешиги билән йолға чиқти. Улар меңип Йибус, йәни Йерусалимға йеқин келип қалди. 11 Бу вақит күн олтирай дегән вақит еди. Чакири униңға: — Биз бүгүн мошу йибусларниң шәһиригә кирип қонайли, — деди. 12 Ғоҗайини униңға: — Биз исраилларға тәвә болмиған ятларниң шәһиридә қонмаймиз. Биз Гибъаһ шәһиригә берип қонайли, — деди. 13 У чакириға йәнә: — Биз Гибъаһ яки Рамаһ шәһәрлириниң биригә берип кечини өткүзәйли, — деди. 14 Шундақ қилип, улар йәнә йолини давам қилди. Улар Бинямин қәбилисигә тәвә болған Гибъаһ шәһиригә йеқин қалғанда күнму олтарди. 15 Улар бу шәһәрдә қонуш үчүн, шәһәр базириға барди, лекин һечким уларни өйигә киргүзмиди. 16 Шу чағда бир бовай етиздин қайтип келивататти. У бовай Әфрайим тағлиқ районидин келип, Гибъаһ шәһиридә туруп қалған болуп, униңдин башқилар Бинямин қәбилисидикиләр еди. 17 Бовай бу йолувчиларниң базарда турғанлиғини көрүп, улардин: — Нәгә маңдиңлар? Қәйәрдин болисиләр? — дәп сориди. 18 Лавий җавап берип: — Биз Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәмдин Әфрайим тағлиқ райониниң чәт бир йеригә кетип баримиз. Биз шу йәрлик. Мән Йәһуда зиминидики Бәйтлиһәмгә берип өйгә қайтиватқан едим. Амма һечким бизни өйигә киргүзмиди. 19 Бизниң озуқ-түлүгимиз вә ешигимизгә беридиған йәм-хәшигимиз бар. Мән, қуллири билән тоқилим вә чакиримниңму йәткүдәк нени вә шариви бар, бизгә һеч нәрсә керәк әмәс, — деди. 20 Бовай: — Сиртта қонмаңлар! Өйгә мәрһәмәт, мән һалиңлардин хәвәр алай, — деди. 21 Шуниң билән бовай уларни өз өйигә елип келип, уларниң ешигигә йәм бәрди. Улар путлирини жуйғандин кейин, бирликтә ғизаланди. 22 Улар хошал-хорам олтарғанда шәһәрдики нийити яманлар бовайниң өйини қоршавелип, дәрвазини тохтимай қақти. Улар өй егиси бовайға: — Өйүңдики әрни чиқирип бәр, биз униң билән биллә болимиз, — дәп вақирашти. 23 Бовай чиқип уларға: — Бурадәрләр, бундақ жиркиничлик иш қилсаңлар болмайду. Бу меһман мениң өйүмгә чүшкән екән, бундақ номуслуқ ишни қилишқа йол қоймаймән. 24 Мениң техи йүзи ечилмиған қизим бар, йәнә у адәмниң тоқилиму бар. Уларни чиқирип берәй, силәр уларни қандақ аяқ асти қилсаңлар мәйли. Уларни немә қилсаңлар қилиңлар. Бирақ бу әр билән ундақ номуслуқ ишни қилмаңлар, — деди. 25 Бирақ улар бовайниң сөзини аңлимиди. Шундақтиму һелиқи лавий тоқилини уларға чиқирип бәрди. Улар кечичә у аялға зорлуқ қилип, дәпсәндә қилди. Таң сүзүләй дегәндә андин у аялни қоюп бәрди. 26 У аял таң атқанда өзлирини қондуруп қалған бовайниң дәрвазиси алдиға келип, шу йәрдә жиқилип қелип, сәһәргичә шу йәрдә ятти. 27 Әтигәндә униң ери йолға чиқмақчи болуп дәрвазини ечип, тоқилиниң дәрваза алдида йетип қалғанлиғини, униң икки қолиниң босуға үстидә турғанлиғини көрди. 28 У тоқилиға: — Орнуңдин тур, маңайли, — деди. Амма хотунидин сада чиқмиди. Шуниң билән у әр тоқилини ешәккә артип йолға чиқти. 29 У өйигә қайтип кәлгәндин кейин, қолиға пичақни елип, тоқилини чанап он икки парчә қилип парчилап, уни исраиллар зимининиң һәммә йеригә әвәтип, ибрәт қилди. 30 Буни көргәнләр: — Исраиллар Мисирдин чиққандин бери мундақ иш әзәлдин йүз берип бақмиған, һечким бундақ ишни көрмигән. Әнди бу ишни яхши ойлишип, қандақ қилиш керәклигини мәслиһәтлишәйли, — дейишти. 20 Исраилларниң урушқа тәйярлиниши 1 Шуниң билән пүткүл исраиллар, шималдики Дандин тартип, җәнуптики Бәәршәба вә шәриқтики Гилъадқичә болған зиминлардин келип, Пәрвәрдигарниң һозурида бир гәвдә болуп, Мизпаһ шәһиригә топланди. 2 Исраил қәбилилириниң ақсақаллири вә 400 миң адәм қилич билән қураллинип, рәтму-рәт тизилип, Худаниң җамаити болуп тәйяр болди 3 (башқа қәбилиләрниңму Мизпаһқа топланғанлиғиниң хәвири дәрһал Бинямин қәбилисигә йетип барди). Исраиллар һелиқи лавийдин: — Бизгә бу жиркиничлик ишниң қандақ йүз бәргәнлигини ейтип бәргин, — дәп сориди. 4 Тоқили өлтүрүлгән һелиқи лавий мундақ деди: — Мән тоқилим билән Бинямин қәбилисигә тәвә болған Гибъаһқа кәлдуқ вә кечидә шу йәрдә қонуп қалмақчи болдуқ. 5 Кечидә гибъаһлиқларниң ақсақаллири келип, мән чүшкән өйни қоршавелип, мени өлтүрмәкчи болди. Улар мениң хотунумға жиркиничлик иш қилип, униң өлүшигә сәвәпчи болди. 6 Шуниң билән мән тоқилимни парчилап исраил хәлқиниң мираси болған һәрбир зиминға әвәттим. Чүнки гибъаһлиқлар исраиллар арисида шундақ номуссиз вә иплас иштин бирни қилди. 7 Исраил хәлқи буниңға өзәңлар бир немә дәңлар. 8 Шуниң билән хәлиқ бирдәк: — Аримиздин һечким өз чедириға қайтмисун, һечким өз өйигә янмисун. 9 Чәк ташлап Гибъаһқа қарши қандақ уруш қилишни бәкитәйли. 10 Биз исраил қәбилилиридики һәр йүз адәмдин онни, миңдин йүзни яки он миңдин миңни таллап, қошунни озуқ-түлүк билән тәминләшкә қойимиз. Қошунимиз Бинямин зиминидики Гибъаһқа йетип барғанда, гибъаһлиқларниң исраиллар арисида қилған номуссизлиғи үчүн уларни җазалаймиз, — дейишти. 11 Шуниң билән исраиллар бир гәвдә болуп, бирликтә Гибъаһқа қошун тартишти. 12 Исраил қәбилилири Бинямин қәбилисигә адәм әвәтип: — Силәр қандақчә мошундақ яман иш қилдиңлар? 13 Силәр һазир Гибъаһтики һелиқи нийити яманларни бизгә чиқирип бериңлар. Биз уларни өлтүрүп, исраиллар арисидин явузлуқни йоқитайли, — деди. Биняминлар исраил қериндашлириниң сөзигә көнмәй, 14 әксичә улар өз шәһәрлиридин келип, Гибъаһқа жиғилип, исраил хәлқи билән уруш қилишқа тәйяр болушти. 15 Гибъаһқа топланған биняминлардин 26 миң қиличлиқ ләшкәр вә гибъаһлиқлардин талланған 700 ләшкәр сәпкә тизилған еди. 16 Ләшкәрләр арисида йәнә талланған 700 адәм бар болуп, улар солхай еди. Уларниң һәрбири салға билән таш атса нишанға тәгмәй қалматти. 17 Исраилларниң биняминларни һесаплимиғанда, җәң қилишқа маһир 400 миң қиличлиқ ләшкири бар еди. 18 Исраил хәлқи Бәйтәлгә берип, Пәрвәрдигардин: — Биздин биняминлар билән җәң қилишқа қайси қәбилә авал чиқсун? — дәп сориди. Пәрвәрдигар җавап берип: — Йәһуда қәбилиси авал чиқсун, — деди. 19 Исраиллар сәһәр орнидин туруп, Гибъаһқа йеқин җайда баргаһ қурушти. 20 Исраиллар биняминлар билән җәң қилишқа тәйяр болуп, Гибъаһ шәһириниң алдида җәң сепи түзүшти. 21 Биняминлар Гибъаһтин чиқип 22 миң исраилни өлтүрди. 22 Иккинчи күни исраиллар бир-биригә мәдәт берип, урушниң биринчи күнидикидәк җәңгивар һаләттә уруш сепини қайтидин түзүшти. 23 Униңдин илгири исраиллар Пәрвәрдигарға кәч киргичә налә-зар қилип, Униңдин: — Биз йәнә қериндашлиримиз биняминлар билән җәң қилсақ боламду? — дәп сорашқан еди. Пәрвәрдигар җавап берип: — Бериңлар, уларға һуҗум қилиңлар, — деди. 24 Шуниң билән иккинчи күни исраиллар биняминларға һуҗум қилди. 25 У күни биняминларму Гибъаһтин чиқип, уларға қарши уруш қилди. Улар исраиллардин 18 миң қиличлиқ ләшкәрни өлтүрди. 26 Шуниң билән исраилларниң барлиқ қошуни Бәйтәлгә берип, Пәрвәрдигарниң һозурида олтирип налә-зар қилди вә кәчкичә роза тутушти. Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиғи қилишти 27 (у чағларда Худаниң келишим сандуғи шу йәрдә еди. 28 Һарунниң нәвриси, йәни Әлъазарниң оғли Пинихас шу чағда роһаний еди). Исраиллар Пәрвәрдигардин: — Биз йәнә бир қетим қериндашлиримиз биняминлар билән уруш қилайлиму яки урушни тохтитайлиму? — дәп сорашти. Пәрвәрдигар уларға: — Бериңлар, Мән әтә уларни силәрниң қолуңларға чүширип беримән, — деди. 29 Шуниң билән исраиллар Гибъаһниң әтрапиға йошурунидиған җайларға адәмләр қойди. 30 Үчинчи күни исраиллар алдинқи икки күнгә охшаш Гибъаһниң алдида сәп түзүшти. 31 Улар биняминларни шәһәрдин алдап чиқиришти. Биняминлар авалқиға охшаш, Бәйтәлгә баридиған йол билән Гибъаһқа баридиған йолда вә далада җәң башлап исраиллардин 30дәк адәмни өлтүрди. 32 Биняминлар: — Уларни авалқидәкла мәғлуп қилимиз, — дейишти. Исраиллар: — Биз қечип, уларни алдап шәһәрдин йолға башлап чиқайли, — дейишти. 33 Шуниң билән барлиқ исраиллар өз орунлиридин қозғилип, Баал-Тамар дегән йәрдә сәп түзүшүватқанда, Гибъаһниң сепил соқулмиған йеридә йошурунидиған җайда йошурунуп ятқан исраилларму орунлиридин етилип чиқишти. 34 Исраиллардин талланған 10 миң ләшкәр Гибъаһқа шиддәт билән һуҗум қилди. Биняминлар өзлиригә бала-қазаниң келиватқанлиғини биләлмәй қалди. 35 Пәрвәрдигар биняминларни исраилларниң көз алдида йоқатти, йәни исраиллар шу күни биняминлардин 25100 қиличлиқ ләшкәрни өлтүрди. 36 Шундақ қилип, биняминлар өзлириниң мәғлуп болғанлиғини билип йәтти. Бу җәриянда йәнә мундақ ишлар йүз бәрди: Исраиллар Гибъаһ әтрапиға йошурунидиған җайға қойған адәмлиригә ишәнч қилип, биняминларни алдап турған йеридин чекиништи. 37 Шуниң билән йошурунидиған җайдикиләр Гибъаһқа бесип кирди. Улар киргәндин кейин, пүтүн шәһәрдикиләрни қилич билән өлтүрди. 38 Исраиллар йошурунидиған җайдикиләр билән шәһәргә от қоюп, ис-түтәк пәйда қилип, бәлгү беришни келишивалған еди. 39 Улар бу бәлгүни көргәндин кейин чекиништин тохтап, арқиға йенип җәң қилиши керәк еди. Исраиллар қачқан қияпәткә киривалған чағда, биняминлар уларға һуҗум қилип, исраилларниң 30 дәк адимини өлтүргән еди. Биняминлар: — Уларни җәзмән баштикидәк мәғлуп қилимиз! — дейишти. 40 Биняминлар арқисиға қарап пүтүн шәһәрдин қоюқ ис-түтәкниң асманға көтирилгәнлигини көрди. 41 Бу чағда исраиллар кәйнигә йенип биняминларға һуҗум қилди. Улар буни көрүп, бешиға бала-қаза кәлгәнлигини билип, алақзадә болушти. 42 Шуниң билән улар исраиллардин қечип чөлгә қарап чекинишкә башлиди, бирақ улар қечип қутулалмиди. Чүнки исраиллар әтраптики шәһәрләрдин чиқип, уларни қирғин қилди. 43 Исраиллар биняминларни қоршап, уларни тохтимастин қоғлап, Гибъаһниң күн чиқиш тәрипидә йоқатти. 44 Шуниң билән биняминларниң 18 миң палвининиң һәммиси өлди. 45 Қалған адәмләр чөлдики Риммон қия теши тәрәпкә қарап қачти. Йол бойи исраиллар уларниң йәнә бәш миң адимини өлтүрди. Кейин улар Гидъомғичә қоғлап берип, уларниң йәнә икки миң адимини өлтүрди. 46 Шу күни биняминларниң 25 миң қиличлиқ палвининиң һәммиси өлди. 47 Қалған 600 адәм чөлдики Риммон қия тешиниң йениға қечип берип, у йәрдә төрт ай турди. 48 Исраиллар биняминларниң шәһәрлиригә қайтип берип, уларниң барлиқ адәмлири вә мал-чарвилирини қилич билән қирип, шәһәрләрни вә учриған башқа нәрсиләрни көйдүрүп ташлиди. 21 Бинямин қәбилисидикиләргә хотун тепип бериш 1 Исраиллар Мизпаһта қәсәм ичип: «Аримиздин һечким қизлирини биняминларға хотунлуққа бәрмисун», дейишкән еди. 2 Исраил хәлқи Бәйтәлгә келип, Худаниң һозурида кәчкичә олтирип, үн селип һөкирәп жиғлашти. 3 Улар: — Әй Пәрвәрдигар, исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа! Немә үчүн бундақ иш йүз бериду? Исраиллардин бир қәбилә азийип кәттиғу! — дейишти. 4 Әтиси хәлиқ сәһәр туруп, шу йәрдә бир қурванлиқ суписи қуруп, көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиғи қилишти. 5 Исраиллар: — Исраил қәбилилиридин ким Пәрвәрдигарниң җамаити болушқа кәлмиди? — дейишти. Бурун улар Мизпаһта Пәрвәрдигарниң алдиға кәлмигәнләр тоғрисида қаттиқ қәсәм ичип: «Бу йәргә кәлмигәнләрни чоқум өлтүримиз», дейишкән еди. 6 Исраиллар қериндашлири биняминлар тоғрисида қайғуруп: — Бүгүн исраил қәбилилиридин бир қәбилә азийип кәтти. 7 Биз бурун Пәрвәрдигарниң алдида уларға қизлиримизни хотунлуққа бәрмәймиз дәп қәсәм ичишкән едуқ, әнди улардин һаят қалғанлириниң хотун елиш ишини қандақ һәл қилишимиз керәк? — дейишти. 8-9 Исраиллар йәнә: — Исраил қәбилилири арисидин ким Пәрвәрдигарниң һозуриға җәм болуш үчүн Мизпаһқа кәлмиди? — дейишип, адәмләрни санаш арқилиқ Гилъадтики Ябеш шәһиридин һечкимниң Мизпаһтики жиғилишқа кәлмигәнлигини билишти. 10 Җәм болғанлар ичидин 12 миң палванни таллап, уларға: — Силәр Гилъадтики Ябеш шәһиригә берип, уларниң хотун бала-җақилириниму қоймай қилич билән қирип ташлаңлар. 11 Силәр йәнә барлиқ әрләрни вә әрләр билән биллә болған аялларниң һәммисини қирип ташлаңлар, — дәп җекилиди. 12 Исраиллар Гилъадтики ябешлиқлар ичидин йүзи ечилмиған, әрләргә йеқин кәлмигән 400 қизни тепип, уларни Қанан зимининиң Шило шәһиридики баргаһқа елип кәлди. 13 Қайта җәм болған исраиллар Риммон қия тешиниң йенидики биняминларға хәвәр әвәтип, уларға аманлиқ беридиғанлиғини ейтти. 14 Шуниң билән биняминлар қайтип кәлди. Исраиллар Гилъадтики Ябеш шәһиридин өлтүрмәй елип кәлгән 400 қизни уларға хотунлуққа бәрди, амма уларға бу қизлар йетишмиди. 15 Шуниң билән көпчилик биняминлар үчүн йәнә қайғурушти, чүнки Пәрвәрдигар исраил қәбилилиридин бирини йоқ қилған еди. 16 Җиғилишта ақсақаллар: — Биняминларниң хотун-қизлириниң һәммисини йоқаттуқ, һаят қалған әрләргә қәйәрдин хотун тепип беримиз? — дейишти. 17 Улар йәнә: — Һаят қалған биняминлар әвлат қалдуруши керәк, шундила исраилларниң Бинямин қәбилиси йоқилип кәтмәйду. 18 Амма биз уларға өз қизлиримизни хотунлуққа берәлмәймиз, чүнки биз қәсәм ичип: «Биняминларға қизлирини хотунлуққа бәргәнләр ләнәткә қалсун», дейишкән. 19 Мана Пәрвәрдигар үчүн жилда бир өткүзүлидиған һейтму келип қалди. Биз бу һейтни Бәйтәлниң шимали, Бәйтәлдин Шәкәмгичә созулған йолниң шәрқи вә Либонаниң җәнубидики Шило шәһиридә өткүзимиз, — дейишти. 20 Шуниң билән улар биняминларға: — Силәр үзүмлүккә берип йошурун җайда туруңлар. 21 Силәр сақлап туруп Шило қизлири уссул ойниғили кәлгәндә, һәрбириңлар бирдин тутуп, Бинямин зиминиға хотунлуққа елип кетиңлар. 22 Уларниң атиси яки қериндашлири келип бизгә дава қилса, биз уларға: «Бизниң йүзимизни қилип биняминларға илтипат қилиңлар, чүнки биз Гилъадтики Ябештики җәң мәйданида уларға йәткүдәк қиз тапалмидуқ. Силәр қизиңларни қәстән уларға бәргән әмәс, шуңа силәр гунасиз», дәймиз, — дейишти. 23 Шуниң билән биняминлар уларниң дегинидәк өзлиригә йәткүдәк уссулчи қизларни хотунлуққа тутуп елип кәтти. Кейин улар жутлириға қайтип, өз шәһәрлирини башқидин қуруп, шу йәрләрдә яшап қалди. 24 Шундақ қилип, исраиллар тарқилип, һәммиси өз қәбилиси, өз җамаити вә өзлиригә тәхсим қилинған зиминға қайтишти. 25 У заманларда исраилларниң падишаси йоқ еди. Һәрким өзи тоғра дәп қариған ишини қилатти.
|
||