Самуили иккинчи қисим

Қисқичә чүшәндүрүш

PDF чушириң

1

Давутниң Саулниң өлүм хәвирини аңлиши

Саул өлгәндин кейин, Давут амаләкләрни йеңип қайтип келип, Зиқлақ шәһиридә икки күн турди. Үчинчи күни Саулниң баргаһидин бир яш жигит кәлди. У қайғудин кийимлирини житип, бешиға топа чечип, Давутниң алдида егилип тазим қилди.

Давут униңдин:

— Қәйәрдин кәлдиң? — дәп сориди.

— Исраилларниң баргаһидин қечип кәлдим, — дәп җавап бәрди у жигит.

Давут йәнә:

— Немә болди? Қени сөзлә, — деди.

— Ләшкәрләр җәңгаһтин қечип кетишти, нурғун кишилиримиз өлтүрүлди. Саул билән оғли Йонатанму һалак болди, — деди у.

Давут бу хәвәрни елип кәлгән жигиттин:

— Саул билән униң оғли Йонатанниң өлгәнлигини сән қандақ билдиң? — дәп сориди.

Жигит:

— У чағда мән дәл Гилбова теғида едим. У йәрдә Саулниң өз нәйзисигә йөлинип турғанлиғини көрдүм. Дүшмәнниң җәң һарвулири билән атлиқ қисми униңға йеқинлишип келиватқан екән. У арқисиға бурулуп мени көрүп чақирди, мән «ләббәй» дедим. У мәндин: «Сән ким болисән?» дәп сориди. «Мән амаләкләрдин болимән», дәп җавап бәрдим. У маңа: «Өтүнүп қалай, бу яққа кәл, мени өлтүрүвәт, җеним чиқмай бәк қийнилип кәттим», деди. 10 Мән униң қешиға берип, униң еғир яриланғанлиғини билдим вә униң тирик қалалмайдиғанлиғиға көзүм йетип, уни өлтүрүвәттим. Шундақла униң бешидики таҗисини, билигидики биләйүзүгини җанабий алийлириға тәғдим қилишқа елип кәлдим, — деди.

11 Давут қайғудин өзиниң кийимлирини житти, униң адәмлириму шундақ қилди. 12 Улар қилич астида қаза болған Саул вә униң оғли Йонатан, шундақла Пәрвәрдигарниң хәлқи — исраиллар үчүн матәм тутуп, жиға-зар қилип, күн патқичә роза тутти.

13 Давут хәвәр йәткүзгән жигиттин:

— Сән қәйәрлик болисән? — дәп сориди.

— Мән амаләкләрдин болимән, зиминиңиздики яқа-жутлуқларниң пәрзәндимән, — дәп җавап бәрди у.

14 Давут униңға:

Пәрвәрдигар Өзи таллиған падишани өлтүрүшкә қолуң қандақ барди? — деди.

15 Андин Давут адәмлиридин бирини чақирип:

— Қени, уни өлтүр! — дәп буйриди. У адәм бир қилич уруп амаләкни өлтүрүвәтти.

16 Давут:

— Қан төккәнлигиң өз бешиңға чиқти, чүнки сән Пәрвәрдигар таллиған падишани өлтүргәнлигиңни иқрар қилип, өз ағзиң билән өзәң үстидин һөкүм қилдиң, — деди.

Давутниң Саул билән Йонатанға оқуған мәрсийәси

17-18 Давут Саул билән униң оғли Йонатан үчүн «Оқ-я мәрсийәси» дәп аталған мону мәрсийәни оқуди. У «Бу мәрсийә Йәһуда қәбилисидикиләргә үгитилсун» дәп буйруқ чүшәрди. (Ушбу мәрсийә «Яшар» дегән китапта хатириләнгән.)

19 Аһ Исраил! Ғурурлуқ батурлириң өлтүрүлди тағларда,

У палванлар жиқилғанду қандақчә!

20 Елан қилмаңлар буни Гат шәһиридә,

Баян қилмаңлар Ашқилон кочилирида:

Хошал болуп кәтмисун филистийәликләрниң аяллири,

Шадиманму болмисун хәтнисизләрниң қизлири!

21 Әй Гилбова тағлири!

Үстүңларға шәбнәм яки ямғур чүшмисун,

Йәрлириңлардин һосул чиқмисун,

Чүнки йериңларда батурларниң қалқини булғанди.

Саулниң қалқини әндиликтә май билән әмәс,

22 Бәлки җәңдә өлтүрүлгәнләрниң қени,

Батурларниң тенидики май билән майланди.

Йонатанниң оқ-яси қуруқ қайтматти,

Саулниң қиличиму ғалибисиз қайтип кәлмәтти.

23 Саул билән Йонатан қәдирдан вә есил адәмләр еди.

Һаятидиму, өлүмидиму бир-биридин айрилмиди.

Улар бүркүттинму чаққан еди,

Ширдинму күчлүк еди!

24 Әй Исраилниң қиз-аяллири!

Саул үчүн матәм тутуңлар.

У силәргә тоқ қизил рәңлик, қиммәт баһалиқ кийимләрни кийдүргән

Вә уларниң үстини алтундин ясалған зебу-зенәтләр билән безәткүзгән.

25 Батурлар қандақчә жиқилғанду җәңдә,

Йонатан қандақчә өлтүрүлгәнду тағларда!

26 Әй бурадирим Йонатан, мән саңа матәм тутай.

Сән маңа толиму қәдирдан едиң,

Әҗайип еди сениң маңа болған муһәббитиң,

Артуқ еди һәтта аялларниң муһәббитидинму.

27 Палванлар жиқилғанду қандақчә,

Җәң қураллири йоқ болғанду қандақчә!

2

Давутниң Йәһуда қәбилисигә падиша болуши

Шуниңдин кейин Давут Пәрвәрдигардин:

— Йәһуда шәһәрлириниң бирәрсигә барайму? — дәп сориди.

— Бар, — деди Пәрвәрдигар.

— Қайси шәһәргә барай? — дәп сориди Давут.

— Һибронға бар! — деди Пәрвәрдигар.

Шуниң билән Давут икки аялини — йизриәллик Ахиноам билән кармәллик Набалдин тул қелип Давутқа тәккән Абигални елип, Һибронға кәтти. Давут йәнә өз адәмлирини һәм уларниң хотун-балилирини биллә елип маңди. Улар Һиброн шәһириниң әтрапидики йезиларға олтирақлашти. Шуниңдин кейин Йәһуда қәбилисидикиләр Һибронға келип, Давутниң бешиға яғ қуюп, уни Йәһуда қәбилисигә падиша қилип тиклиди. Давут Саулни Гилъадтики ябешлиқларниң дәпнә қилғанлиғини аңлап, уларға әлчиләр арқилиқ мону сөзләрни йәткүзди: «Силәр җанабий падишайиңлар Саулға шапаәт көрситип, уни дәпнә қилғанлиғиңлар үчүн Пәрвәрдигар силәргә бәхит ата қилғай. Силәрниң қилған бу хәйирлик ишлириңларға яриша, Пәрвәрдигар силәргә һазирла меһриванлиқ вә вападарлиғини йәткүзгәй. Мәнму қилған яхшилиғиңларни силәргә яхшилиқ қилиш билән яндурай. Падишайиңлар Саул вапат болди. Йәһуда қәбилиси мени өзлиригә падиша қилип тайинлиди. Әнди жүрәклик вә қәйсәр болуңлар».

Ишбошәтниң Исраилниң башқа қәбилилиригә падиша болуши

Нер дегән адәмниң оғли Абнер Саулниң қошуниниң беши болуп, у Саулниң оғли Ишбошәтни Маханайим шәһиригә елип кәлди. У йәрдә Абнер Ишбошәтни Гилъад, Ашур, Йизриәл, Әфрайим вә Бинямин дегән зиминларға, йәни пүтүн Исраилға падиша қилип тиклиди. 10 Саулниң оғли Ишбошәт Исраилға падиша болуп тикләнгәндә қириқ яшта еди; у Исраилға икки жил падишалиқ қилди. Һалбуки, Йәһуда қәбилиси Давутқа әгәшти. 11 Давут Һибронда Йәһуда қәбилисигә җәми йәттә йерим жил падиша болди.

Йәһудийә билән Исраил оттурисидики җәң

12 Бир күни Нерниң оғли Абнер Саулниң оғли Ишбошәтниң адәмлирини башлап, Маханайимдин чиқип Гибъон шәһиригә қарап маңди. 13 Зируя исимлиқ аялниң оғли Йоаб болса Давутниң адәмлирини башлап, Гибъон көлиниң бойида улар билән учрашти. Ишбошәтниң адәмлири келип көлниң бу тәрипидә, Давутниң адәмлири болса көлниң у тәрипидә олтиришти. 14 Абнер Йоабқа қарап:

— Жигитләрдин бирнәччиси чиқип алдимизда елишип бақсун, — дәп вақириди.

— Мәйли, елишсун, — деди Йоаб. 15 Шундақ қилип, Ишбошәт билән Бинямин қәбилиси он икки адәм чиқирип, Давутниң он икки адими билән елишти. 16 Улар дүшмәнлириниң бешини мәккәм тутуп, биқинлириға хәнҗәр урушти. Шу тәриқидә уларниң һәммиси өлүшти. Шуниң үчүн Гибъондики бу йәр «хәнҗәр мәйдани» дәп аталди. 17 Шуниңдин кейин икки тәрәп қаттиқ елишишқа башлиди. Нәтиҗидә Абнер билән исраиллар Давутниң адәмлири алдида мәғлуп болди. 18 Зируяниң Йоаб, Абишай, Асаел дегән үч оғли шу йәрдә еди. Асаелниң пути худди даладики җәрәндәк чаққан еди. 19 Асаел Абнерниң арқисидин қалмай из бесип қоғлап маңди.

20 Абнер арқисиға қарап униңдин:

— Сән Асаелму? — дәп сориди.

— Һә-ә, — деди у.

21 — Мени қоғлаштин тохта, башқа бирәр ләшкәрни қоғлап, униң қурал-ярақлирини тартивал, — деди Абнер. Лекин Асаел униң арқисидин қалмай, давамлиқ қоғлап кәлди.

22 — Мени қоғлима! — деди Абнер Асаелға йәнә бир қетим, — мени җениңни елишқа зорлима. Ундақ қилсам акаң Йоабниң йүзигә қандақму қаралаймән? 23 Лекин Асаел уни қоғлаштин тохтимиди, шуниң билән Абнер нәйзисиниң арқа учи билән униң қосиғиға бир уруведи, нәйзә Асаелниң дүмбисидин чиқти. Асаел жиқилип шу йәрдила җан бәрди. Асаелниң җәсиди ятқан йәргә кәлгәнләрниң һәммиси шу йәрдә тохтап қалди. 24 Әнди Йоаб билән Абишай Абнерни қоғлашқа башлиди. Улар күн олтарғанда Аммаһ егизлигигә йетип кәлди. Бу егизлик Гибъон чөлигә чиқидиған йол бойидики Гиях дегән йәрниң йениға җайлашқан еди. 25 Бинямин қәбилисидикиләр Абнерниң әтрапиға жиғилип, бир топ болуп егизликниң үстидә һазир болушти. 26 Абнер Йоабқа қарап:

— Қачанғичә бир-биримизни қиримиз? Буниң ақивитиниң яман болидиғанлиғини билмәмсән? Сән өз адәмлириңгә: «Өз қериндашлириңларни қоғлимаңлар» дәп қачан буйруқ қилисән? — дәп вақириди.

27 — Мәңгү һаят Худа алдида қәсәм қилимәнки, әгәр сән байиқи сөзләрни қилмиған болсаң, адәмлирим өз қериндашлирини әтә сәһәргичә давамлиқ қоғлиған болатти, — деди Йоаб 28 вә бурға* чалдуруведи, адәмлири исраилларни қоғлаштин тохтиди, улар билән җәңму қилмиди. 29 Абнер адәмлири билән кечиләп Иордан вадисини бойлап меңип, Иордан дәриясидин кечип өтүп, әтиси әтигәндә Маханайимға йетип кәлди. 30 Йоаб Абнерни қоғлаштин ваз кечип адәмлирини топлиғанда, Давутниң адәмлиридин Асаелдин башқа йәнә 19 адәм кам чиқти. 31 Лекин Давутниң адәмлири Бинямин қәбилисидин, йәни Абнерниң адәмлиридин 360 адәмни өлтүргән еди. 32 Йоаб вә униң адәмлири Асаелни елип келип, Бәйтләһәмдә өз ата-бовилириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилди. Андин улар бир кечә йол меңип, таң атқанда Һибронға йетип кәлди.


*2:28 Бурға _ қочқар қатарлиқ һайванларниң мүңгүзидин ясалған, пүвләп челинидиған қәдимий чалғу әсваб.


3

Саул билән Давутниң җамаити оттурисидики уруш узун вақитқичә давам қилип турди. Давут күндин-күнгә күчәйди, Саулниң җамаити болса күндин-күнгә аҗизлашти.

Давут Һибронда бир нәччә оғул пәрзәнт көрди: тунҗиси йизриәллик Ахиноамдин туғулған Амнон, иккинчиси кармәллик Набалдин тул қалған Абигалдин туғулған Килаб, үчинчиси Гишурниң падишаси Талмайниң қизи Маакадин туғулған Абсалом, төртинчиси Хаггиттин туғулған Адония, бәшинчиси Абиталдин туғулған Шифатя, алтинчиси Давутниң йәнә бир аяли Әглаһтин туғулған Йитриамдур. Булар Давутниң Һибронда көргән пәрзәнтлиридур.

Абнерниң Давутниң тәрәпдари болуп садақәтмәнлик көрситиши

Саул билән Давут җамаити оттурисида уруш болуп турған мәзгилләрдә Абнерниң Саул җамаитидики тәсир күчи күндин-күнгә ешип барди.

Саулниң Ризпаһ исимлиқ бир тоқили бар еди, у Айяһниң қизи еди. Бир күни Ишбошәт Абнерға:

— Сән немишкә атамниң тоқили билән бир орунда ятисән? — дегән еди, Абнер Ишбошәтниң гепини аңлап бәк хапа болуп:

Сән мени Йәһуда қәбилисигә ишләватқан лалма ишт дәп қарамсән? Һазирғичә мән атаң Саулниң җамаитигә униң бурадәрлири билән достлириға садиқ болуп, сени Давутниң қолиға чүшәрмигән болсамму, лекин сән бүгүн маңа: «У хотун билән бузуқчилиқ қилдиң», дәп әйип артамсән? 9-10 Әгәр мән Пәрвәрдигарниң Давутқа қилған вәдисигә бенаән Саулниң падишалиғини униң әвлатлиридин тартивелип, Давутни падиша қилип, уни шималдики Дан шәһиридин җәнуптики Бәәршәба шәһиригичә болған пүтүн Исраил вә Йәһудийәгә һөкүмранлиқ қилғузмайдиған болсам, Худа мән Абнерға еғир җаза бәрсун, — деди.

11 Ишбошәт қорққинидин униңға бир еғизму җавап қайтуралмиди.

12 Абнер Давутқа әлчи әвәтип, «Бу пүтүн зимин маңа тәвә әмәсму? Мән билән келишим түзсилә, силигә ярдәмлишип пүтүн Исраилни өзлиригә қарайдиған қилип беримән», деди.

13 «Яхши гәп! Сиз билән келишим түзәй, бирақ алди билән сиздин бир ишни тәләп қилимән. Сиз мән билән көрүшкили кәлгәндә, Саулниң қизи Микални елип келиң, болмиса мән билән көрүшәлмәйсиз», деди Давут. 14 Давут йәнә Саулниң оғли Ишбошәтниң қешиға әлчиләр әвәтип: «Мән 100 филистийәликниң хәтнә терисигә алған аялим Микални маңа қайтуруп бериң», деди.

15 Шуниң билән Ишбошәт адәмлирини әвәтип, Микални униң ери — Лайишниң оғли Палтидин тартивалди. 16 Микалниң ери таки Бахуримғичә әгишип жиғлап кәлди. Абнер униңға:

— Болди, қайтип кәт! — деди.

У қайтип кәтти. 17 Абнер исраилларниң ақсақаллириниң йениға берип, уларға:

— Силәр узундин бери Давутниң өзәңларға падиша болушини үмүт қилип кәлгән едиңлар, 18 әнди вақти кәлди! Пәрвәрдигар хизмәткари Давутқа: «Мән хәлқим исраилларни филистийәликләр вә барлиқ дүшмәнлиридин сән арқилиқ қутулдуримән», дәп вәдә қилған еди, — деди.

19 Абнер бу гәпни Бинямин қәбилисидикиләргиму ейтти. Андин исраиллар билән Бинямин қәбилисидикиләрниң немигә мақул болғанлиғини Давутқа ейтқили Һибронға барди. 20 Абнер 20 адәмни башлап Һибронда туруватқан Давутниң йениға кәлгәндә, Давут Абнер вә униң билән кәлгәнләрниң шәривигә зияпәт бәрди. 21 Абнер Давутқа:

— Әнди кетишимгә иҗазәт бәрсилә, пүтүн исраилларни җанабий алийлириниң алдиға җәм қилай, улар өзлири билән келишим түзиду, шуниң билән өзлири үмүт қилип кәлгәндәк пүтүн хәлиқниң падишаси болидила, — деди.

Давут Абнерни йолға салди, у аман-есән кәтти.

Йоабниң Абнерни өлтүрүши

22 Шу чағда Йоаб вә Давутниң адәмлири уруш қилип нурғун олҗилар билән қайтип кәлди. Һалбуки, Абнер Һибронда Давут билән биллә әмәс еди, Давут уни йолға салған болуп, у аман-есән қайтип кәткән еди. 23 Йоаб вә униң билән биллә кәткән ләшкәрләр қайтип келиши биләнла, Йоабниң қулиғиға: «Нерниң оғли Абнер келип Давут падиша билән көрүшүпту, падиша уни йолға сапту, у аман-есән қайтип кетипту», дегән хәвәр йетип кәлди. 24 Буни аңлиған Йоаб падиша Давут билән көрүшүп:

— Бу немә қилғиниңиз? Нерниң оғли Абнер өзи йениңизға кәлсә, немишкә уни йолға селип қойдиңиз? Мана әнди у кетип қапту. 25 Сиз Нерниң оғли Абнерни яхши билисиз, у бу йәргә сизни алдиғили, нәгә берип келиватқанлиғиңизни вә немә иш билән бәнт болуватқанлиғиңизни билгили кәлгән, — деди.

26 Йоаб Давутниң йенидин чиқип, Абнерни қоғлап тутушқа адәмлирини әвәтти. Улар уни Сираһ қудуғиниң йенидин яндуруп елип кәлди. Лекин Давут бу ишлардин бехәвәр еди. 27 Абнер Һибронға қайтип кәлгәндә, Йоаб униңға: «Айрим сөзлишәйли», дәп шәһәр сепилиниң дәрвазисиға җайлашқан бир өйгә елип кирип, «Иним Асаел үчүн интиқам алай», дәп Абнерниң қосиғиға хәнҗәр тиқип өлтүрди.

28 Давут бу вақиәни аңлиғандин кейин:

— Абнерниң аққан қени үчүн мән вә падишалиғим Пәрвәрдигарниң алдида мәңгү әйипкар әмәс. 29 Униң қени Йоаб вә униң ата җамаитидикиләрниң һәммисиниң бешиға чүшсун! Йоабниң җамаитидин жириңлиқ яра вә инсанни напак қилидиған терә кесәлликлири вә пәқәт аялларниң ишлиринила қилалайдиған, қилич астида өлтүрүлгән вә нанға зар болған кишиләр һеч түгимисун, — деди.

30 Абнер Гибъондики җәңдә Йоабниң иниси Асаелни өлтүргәнлиги үчүн Йоаб билән униң акиси Абишай Абнерни өлтүрди.

Давутниң Абнерға матәм тутуши

31 Давут Йоаб вә униң билән биллә турғанларға:

«Кийимлириңларни житиңлар, мата рәхткә йөгиниңлар, Абнер үчүн һаза тутуңлар!» деди. Давут падиша өзиму җиназиниң кәйнидин маңди.

32 Улар Абнерни Һибронда дәпнә қилди. Падиша Давут Абнерниң қәбри йенида һөкүрәп жиғлап кәтти, көпчиликму көз йеши қилишти. 33 Падиша Давут йәнә Абнерға атап мону мәрсийәни оқуди:

Әй Абнер, ахмақлардәк өлүшүң керәкмиди?

34 Қоллириң бағлақлиқ әмәс еди,

Путлириңға кишән селиқлиқ әмәс еди,

Яманларниң қара нийитидә жиқилдиң мана әнди!

Көпчилик йәнә Абнер үчүн жиғлап кетишти. 35 Улар Давутни кәч киргичә азирақ ғиза йәвелишқа үндигән еди, Давут қәсәм қилип:

Әгәр мән күн патқичә ағзимға бирәр нәрсә салсам, Пәрвәрдигар мени еғир җазалисун, — деди.

36 Көпчилик буни аңлап униңдин мәмнун болушти. Падишаниң қилған һәммә ишлиридин улар хошал еди. 37 Шуниң билән биргә Давутниң барлиқ адәмлиригә вә пүтүн исраил хәлқигә Нерниң оғли Абнерниң өлтүрүлүшидә падишаниң қолиниң йоқлуғи мәлум болди.

38 Падиша өзиниң адәмлиригә:

— Билмәмсиләр, бүгүн Исраилдин бир йолбашчи — улуқ бир инсан кәтти. 39 Мән Худа тәрипидин талланған падиша болсамму, лекин мән йәнила аҗизмән. Зируяниң бу икки оғли — Йоаб билән Абишай зораванлардур, мән уларни башқуралмаймән. Пәрвәрдигар яманларниң қилмишиға яриша җазасини бәргәй, — деди.

4

Ишбошәтниң өлтүрүлүши

Саулниң оғли Ишбошәт Абнерниң Һибронда өлтүрүлгәнлигини аңлапла, жүриги селип кәтти, пүтүн исраил хәлқиму алақзадә болуп кәтти. Ишбошәтниң хизмитидә Баана вә Рекаб исимлиқ қарақчилар топлириниң икки йетәкчиси бар еди, улар Бинямин қәбилисидин болған Бәәротта яшайдиған Риммонниң оғуллири еди. Бәәрот шәһири у вақитта Бинямин қәбилисигә тәвә зимин еди. Бәәротниң әсли аһалиси Гиттайимға қечип берип, таки һазирғичә шу йәрдә мусапир болуп туруватиду.

Саулниң оғли Йонатанниң иккила пути асқайдиған Мифибошәт* исимлиқ бир оғли бар еди. Йизриәлдин Саул билән Йонатанниң қаза болғанлиқ хәвири йетип кәлгәндә, у бәш яшта еди. Хәвәр йетип келиши билән баққан аниси уни елип қачти. У алман-талман қачқачқа, бала йәргә чүшүп кетип, току болуп қалған еди.

Бир күни чүш вақтида Бәәротта яшайдиған Риммонниң оғли Рекаб билән Баана Ишбошәтниң өйигә кәлди. Ишбошәт чүшлүк уйқида еди. Күзәтчи аял буғдай тасқап, чарчап кетип үгдәп қалған еди.* Улар өйгә ғиппидә киривалди. Улар өйгә киргән чағда, Ишбошәт өзиниң ятиғида каривәттә ятатти, улар униңға хәнҗәр тиқип өлтүрүп, каллисини кесивалди вә каллисини өзлири билән биллә елип кетип, Иордан вадисини бойлап бир кечә маңди.

Улар Ишбошәтниң каллисини Һибронға — Давут падишаниң йениға елип берип, униңға:

— Өзлириниң дүшмини Саул илгири җанлирини елиш қәстидә болған еди. Қарисила, мана бу униң оғли Ишбошәтниң каллиси. Пәрвәрдигар бүгүн падишайи аләмниң Саул вә униң әвлатлиридин алидиған интиқамини елип бәрди, — деди.

Лекин Давут Рекаб билән Баанаға җавап берип:

— Җенимни һәммә қийинчилиқлардин қутулдуруп қалған мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, 10 илгири маңа «Қарисила, Саул өлди!» дәп хәвәр йәткүзгүчи киши, маңа хуш хәвәр йәткүздүм дәп билгән. Лекин мән униң йәткүзгән хәвиригә мукапат орнида уни тутуп, Зиқлақта өлтүргән едим. 11 Ундақта, әйипсиз бир адәмни өйидә, ятқан йеридә өлтүргән яманларға немиму мукапат берәй? У адәмниң қенини тәләп қилип, мән силәрни йәр йүзидин йоқ қилмаймәнму? — деди.

12 Давут адәмлиригә уларни өлтүрүшни буйриди. Давутниң адәмлири уларни өлтүрүп, пут-қоллирини кесип, тәнлирини Һиброндики көлчәкниң бойиға есип қоюшти. Ишбошәтниң каллисини Абнерниң Һиброндики қәбригә елип берип дәпнә қилишти.


*4:4 «Мифибошәт»ниң йәнә бир атилиши «Мифибаал»

*4:6 Бу җүмлә «Муқәддәс Китаб»ниң қәдимки грекчә тәрҗимисигә асасланди.


5

Давутниң пүтүн Исраилға падиша болуши

Шуниңдин кейин Исраил қәбилилириниң һәммиси Һибронға келип Давутниң қешиға жиғилди. Улар Давутқа:

— Қарисила, биз силиниң җанҗигәр туққанлири болимиз. Бурун Саул бизгә падиша болуп турған вақтида, урушларда исраил хәлқигә башчилиқ қилған едила. Пәрвәрдигарму силигә: «Сән худди бир падичи өз қойлириниң һалидин хәвәр алғандәк, Мениң хәлқим болған исраилларниң һалидин хәвәр алисән вә уларға башчи болисән» дегән еди, — деди.

Шундақ қилип, Давут Һибронда исраилларниң барлиқ ақсақаллири билән «Пәрвәрдигар гува болсун», дәп келишим түзди. Улар Давутниң бешиға яғ қуюп, уни Исраилға падиша қилди. Давут тәхткә олтарған чеғида оттуз яш еди, у қириқ жил тәхттә олтарди. У Һибронда Йәһуда қәбилисигә йәттә йерим жил, Йерусалимда пүтүн Исраил вә Йәһудийәгә оттуз үч жил падиша болди.

Давут падишаниң Йерусалимни һуҗум қилип елиши

Давут падиша вә униң адәмлири Йерусалимға келип, шу йәрдә туридиған йибусларға һуҗум қилмақчи болған еди, йибуслар: «Давут һәргиз бу йәргә кирәлмәйду» дәп ойлап, униңға:

— Сән бу йәргә кирәлмәйсән, силәрни һәтта бу йәрдики кор-токуларму тосап қалалайду, — деди.

(Кейин Давут Сион қорғинини һуҗум қилип алди вә бу қорғанға «Давут шәһири» дәп нам бәрди.) Давут у чағда өз адәмлиригә:

— Кимки йибусларни йоқатмақчи болса, маңа өч болған шу «кор» вә «токуларниң» йениға өстәң арқилиқ берип, уларға һуҗум қилсун, — деди.

Шу сәвәптин «кор вә токулар Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға кирәлмәйду» дегән гәп пәйда болған.

Шундақ қилип, Давут қорғанни егиләп, у йәрдә туруп қалди вә у қорғанни «Давут шәһири» дәп атиди. Давут шәһәрни тиндурулған йәрдин башлап кәңәйтип қурди. 10 Давут күндин-күнгә күчәйди. Пәрвәрдигар — қудрәтлик Сәрдар Худа униңға яр еди.

11 Тир падишаси Һирам әлчиләрни Давутниң йениға әвәтти вә улар билән биргә кедир яғачлири, яғашчилар вә ташчиларниму әвәтти. Улар Давутқа орда селип бәрди. 12 Шуниң билән Давут Пәрвәрдигарниң өзини Исраилға падиша қилғанлиғини вә Униң Өз хәлқи исраиллар үчүн өзиниң падишалиғини гүлләндүргәнлигини билди.

13 Давут Һиброндин кәткәндин кейин Йерусалимда йәнә бирқанчә хотун вә тоқалларни алди вә нурғун пәрзәнт көрди. 14 Йерусалимдики пәрзәнтлириниң исимлири: Шаммува, Шобаб, Натан, Сулайман, 15 Йибхар, Әлишува, Нәфәг, Яфия, 16 Әлишама, Әляда вә Әлифәләт.

Давут падишаниң филистийәликләрни йеңиши

17 Давутниң бешиға яғ қуюлуп, Исраилға падиша қилип тайинланғанлиғини аңлиған филистийәликләр ләшкәрлирини Давутни тутушқа әвәтти. Давут буни аңлап, паналиниш үчүн тағдики ғарға кәтти. 18 Филистийәликләр келип Рафайим җилғисиға тарқалди.

19 Давут Пәрвәрдигардин:

— Мән филистийәликләргә қарши җәңгә чиқайму? Уларни мениң қолумға тапшурамсән? — дәп сориди, Пәрвәрдигар униңға:

— Җәңгә чиқ, Мән чоқум филистийәликләрни сениң қолуңға тапшуримән, — деди.

20 Шуниң билән Давут Баал-Пиразимға берип, филистийәликләрни мәғлуп қилди вә: «Пәрвәрдигар дүшмәнлирим үстидин худди кәлкүндәк бесип өтти», деди. Шуңа Давут у йәргә «Баал-Пиразим» [мәнаси «Бесип өткүчи Егә»] дегән намни бәрди. 21 Филистийәликләр өзлириниң бутлирини шу йәргә ташлап қачқан еди. Давут вә униң адәмлири у бутларни елип кәтти.

22 Һалбуки, филистийәликләр келип йәнә Рафайим җилғисиға тарқалди. 23 Давут йәнә Пәрвәрдигардин немә иш қилиш керәклигини сориди, Пәрвәрдигар униңға:

— Уларниң алди тәрипидин бармай, арқисиға айлинип өтүп, уларға терәкликниң йенидин һуҗум қил. 24 Сән терәкләрниң жуқури тәрипидин ләшкәрлиримниң аяқ тивишлирини аңлишиң биләнла тез һәрикәт қил, чүнки шу чағда Мән сениң алдиңда филистийәликләрниң қошуниға қарши һуҗумға чиққан болимән, — деди.

25 Шундақ қилип, Давут Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә иш тутуп, филистийәликләрни Гәбадин Гәзәргичә қоғлап берип қирди.

6

Келишим сандуғиниң Йерусалимға елип кетилиши

Давут йәнә исраилларниң алдиңқи қатарлиқ ләшкәрлирини жиғди. Улар җәми 30 миң чиқти. Давут Худаниң келишим сандуғини елип келиш үчүн уларни башлап, Йәһудийәниң Баала шәһиригә қарап йолға чиқти. Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң тәхти келишим сандуғиниң үстидики икки керубниң оттурисида болуп, Униң нам-шәриви келишим сандуғида еди. Улар Худаниң келишим сандуғини кичигирәк бир тағ үстидики Абинадабниң өйидин көтирип чиқип, йеңи бир һарвуниң үстигә қойди. Абинадабниң оғуллири Узза вә Ахийо һарвуни һайдап маңди. Ахийо һарвуниң алдида маңди. Давут вә пүтүн исраил хәлқи Пәрвәрдигарниң һозурида лира, чилтар, дап, сапайи вә җаңларни челип, һаяҗан билән нахша ейтип, уссул ойнавататти.

Улар Наконниң хаминиға кәлгәндә өкүзләр путлишип, Худаниң келишим сандуғи чүшүп кетәй дегәндә, Узза қолини узитип, уни йөләвалди. Бирақ Уззаниң бу һәрикити — келишим сандуғиға халиғанчә тәгмәслик қаидисигә хилап болғанлиғи үчүн Пәрвәрдигар Худаниң ғәзиви келип, келишим сандуғиниң йенидила униң җенини алди. Давут Пәрвәрдигарниң Уззани җазалиғанлиғиға хапа болуп, у йәрни «Пәрәс-Узза» [мәнаси «Уззаниң җазалиниши»] дәп атиди. У йәр һазирғичә шу нам билән атилип кәлмәктә.

Шу күни Давут Пәрвәрдигардин қорқуп: «Пәрвәрдигарниң келишим сандуғиға қараш вәзиписини қандақ қилип үстүмгә алалаймән?» дәп ойлиди.

10 Шуниң билән у Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини өзи туруватқан Давут шәһиригә әкелишни халимай, уни гатлиқ Обед-Идомниң өйигә апирип қойди. 11 Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи Обед-Идомниң өйидә үч ай турди, Пәрвәрдигар Обед-Идомниң пүтүн уруқ-җамаитигә бәхит ата қилди.

12 Давут падиша «Келишим сандуғи сәвәвидин Пәрвәрдигар Обед-Идомниң җамаитигә вә униң қол астидикиләрниң һәммисигә бәхит ата қилипту» дегән хәвәрни аңлап Обед-Идомниң өйигә берип, у йәрдин Худаниң келишим сандуғини хошал һалда Давут шәһиригә йөткәп кәлди. 13 Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини көтирип маңғанлар алтә қәдәм маңғандин кейин, Давут бир буқа вә бир бодалған мал қурванлиқ қилди. 14 Давут кәндир рәхттин тикилгән роһанийлиқ тонини кийип, Пәрвәрдигарниң һозурида һаяҗан билән уссул ойниди. 15 Давут вә пүтүн исраиллар бурға челип, алқиш яңритип, Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини Йерусалимға көтирип маңди.

16 Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи Давут шәһиригә киргән вақитта Саулниң қизи Микал деризидин Давут падишаниң Пәрвәрдигарниң һозурида сәкрәп уссул ойнап кәткәнлигини көрүп, көңлидә уни мәнситмиди. 17 Улар Пәрвәрдигарниң келишим сандуғини Давут униңға атап тиктүргән чедирға әкирип қойди. Давут Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиқлири қилди. 18 Шуниңдин кейин у хәлиққә қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң нами билән бәхит тилиди. 19 Йәнә пүтүн хәлиққә, әр-аял демәй, һәрбир адәмгә бирдин нан, хорма қеқи вә кишмиш бөлүп бәрди. Шуниңдин кейин көпчилик өз өйлиригә қайтишти.

20 Давут өз җамаитигә салам бериш үчүн өйигә қайтти. Саулниң қизи Микал Давутни қарши елишқа чиқип, униңға тәнә қилип:

— Паһ, Исраилниң падишаси бүгүн қалтис шану-шавкәтлик болуп кетиптиғу?! Әмәлдарлириниң қиз хизмәткарлири алдида худди пәскәшләрдәк йерим ялиңач болуп, өзлирини көрсәттилиғу! — деди.

21 Давут униңға:

— Уссул ойниған болсам, атаңниң вә униң пүтүн җамаитиниң орниға мени таллап, Өзиниң хәлқи болған исраилниң беши қилип тайинлиған Пәрвәрдигарниң алдида шатлинип ойнидим. 22 Мән қанчә абройсиз қалсамму, сән мени қанчилик көзгә илмисаңму, мән йәнила уссул ойнаверимән. Һалбуки, сән тилға алған әшу қиз хизмәткарлар болса, мени һөрмәтлишиду, — деди.

23 Саулниң қизи Микал өмриниң ахириғичә пәрзәнт йүзи көрмиди.

7

Пәрвәрдигарниң Давут падишаға бәргән вәдиси

У чағларда падиша Давут өз ордисида туратти. Пәрвәрдигар уни әтрапидики дүшмәнлиридин аман сақлиди.

Бир күни падиша Натан исимлиқ пәйғәмбәргә:

— Қараң, мән кедир яғичидин ясалған ордида туруватимән, Пәрвәрдигарниң келишим сандуғи болса чедирда туруватиду, — деди.

Натан пәйғәмбәр униңға:

— Пәрвәрдигар сизгә яр болуватқандикин, көңлүңиздә қандақ ойлиған болсиңиз шундақ қилиң, — деди.

Лекин шу күни кәчтә Пәрвәрдигардин Натанға сөз кәлди:

Сән берип, хизмәткарим Давутқа мундақ дегин: «Сән Мениң турушум үчүн бир ибадәтхана салмақчиму? Мән Пәрвәрдигар исраил хәлқини Мисирдин башлап чиққан күндин тартип таки һазирғичә һечқандақ бир ибадәтханида туруп бақмидим, чедирда изчил туруп, һәммә йәрни айлинип жүрдүм. Мән исраил хәлқи билән биллә болған йәрләрдә хәлқим исраилларни падичи болуп башлап маңсун дәп, тайинлиған йетәкчиләргә ‹Немә үчүн Маңа атап кедир яғичидин орда салдурмидиңлар?› дәп баққанму? Мәнки, қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар сени яйлақта қойларниң арқисида жүргән йериңдин таллап, хәлқим исраилларға баш болушқа қойдум, қәйәргила барсаң Мән саңа яр болуп, һәммә дүшминиңни көз алдиңда йоқаттим. Әнди сениң намиңни йәр йүзидики улуқларниң намидәк улуқ қилимән. 10-11 Мән хәлқим исраилларға бир җай таллап беримән вә уларни у йәрдә мустәһкәм турғузимән. Улар өз маканида хейим-хәтәрсиз яшайду. Мән сәрдарларни хәлқим исраилларға йетәкчилик қилишқа тайинлиған әшу замандин тартип башланған, яманларниң хәлқимгә зулум қилиши әнди тохтайду. Мән сени барлиқ дүшмәнлириңдин теч-аман сақлаймән. Әнди Мән Пәрвәрдигар шуни җакалаймәнки: Мән сениң җамаитиңгә бир падишалиқ тикләп беримән. 12 Сениң күнлириң тошуп, ата-бовилириңниң йениға дәпнә қилинған чағда, өз пуштуңдин болған бирсини орнуңға қойимән һәм униң падишалиғини мустәһкәм қилимән. 13 Маңа аталған ибадәтханини у салдуриду, Мән униң падишалиқ тәхтини мәңгүлүк қилимән. 14 Мән униңға Ата болимән, у Маңа оғул болиду, мабада у гуна өткүзсә, ата-ана балисини тәрбийә берип түзәткәндәк, уни түзәймән. 15 Сени падиша болсун дәп, Саулни меһир-муһәббитимдин мәһрум қилған едим. Лекин меһир-муһәббитимни сениң пуштуңдин һечқачан жирақ қилмаймән. 16 Сениң әвлатлириң вә падишалиғиң Мениң алдимда мәңгү давамлишиду. Сениң падишалиқ тәхтиңни әбәдий қилимән».

17 Натан пәйғәмбәр Пәрвәрдигардин өзигә кәлгән сөзләрниң һәммисини Давутқа йәткүзди.

Давутниң дуа вә мәдһийиси

18 Шуниңдин кейин Давут келишим сандуғи қоюлған чедирға кирип, Пәрвәрдигарниң һозурида олтирип мундақ деди:

— Әй Егәм Пәрвәрдигар! Маңа бу қәдәр шапаәт қилғудәк мән ким едим, аиләм қанчилик еди? 19 Униң үстигә, Сән Егәм Пәрвәрдигар мән қулуңниң әвлатлириниң кәлгүси һәққидә вәдә бәрдиң. Егәм Пәрвәрдигар, Сән башқа инсанларғиму шундақ муамилә қиламсән? 20 Аһ Егәм Пәрвәрдигар, Сән қулуңни билисән, Саңа дәйдиған йәнә немә гепим болсун? 21 Бәргән вәдәң вә Өз хаһишиң бойичә шундақ улуғвар ишларни қилдиң вә бу ишларни қулуңға аян қилдиң.

22 Әй Егәм Пәрвәрдигар, нәқәдәр улуқтурсән, Сениң тәңдишиң йоқтур. Сән бирдин-бир һәқиқий Худадурсән. Биз Саңа охшаш башқа Худа һәққидә һечқачан аңлап бақмиған едуқ. 23 Йәр йүзидә исраиллардәк йәнә бир хәлиқ барму? Қайси бир хәлиқни исраиллардәк қуллуқтин қутулдуруп Өз хәлқиң қилдиң? Исраиллар үчүн қилған улуқ мөҗүзилириң шан-шөһритиңни намайән қилди. Өз хәлқиңни Мисирдин қутулдуруп, уларниң алдида турувалған ят әлләрни бутлири билән қошуп қоғлавәттиң. 24 Әй Пәрвәрдигар, Сән исраилларни мәңгүгә Өз хәлқиң қилдиң вә Өзәң уларниң Худаси болдуң.

25 Әй Пәрвәрдигар Худа, қулуң вә қулуңниң әвлатлири тоғрилиқ қилған сөзлириңдә мәңгүгә турғайсән, вәдилириңни ишқа ашурғайсән. 26 Шунда намиң та әбәткә улуқлинип, инсанлар: «Исраилларға йетәкчилик қилғучи Худа, қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар екән» дәп билиду, қулуң Давутниң падишалиғи әвлаттин-әвлатқичә Сениң һозуруңда мустәһкәм туриду.

27 Әй қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар, исраилларни таллиған Худа! Сән қулуң Давутниң җамаитигә бир падишалиқ тикләп беридиғанлиғиңни аян қилған едиң, шу сәвәптин мән Саңа шундақ дәп дуа қилишқа җүръәт қилдим. 28 Әй Егәм Пәрвәрдигар! Сән Худадурсән. Сениң сөзлириң ишәнчликтур. Сән маңа мошундақ яхши ишларни вәдә қилдиң. 29 Әнди мән Саңа шундақ илтиҗа қилай, мениң падишалиғимниң һозуруңда мәңгү туруши үчүн бәхит ата қилғайсән. Әй Пәрвәрдигар! Сән шуни вәдә қилғансән, Сән ата қилған бәхит билән қулуңниң падишалиғи мәңгү бәхиткә сазавәр болиду.

8

Давутниң ят әлләр үстидин ғалибә қилиши

Мәлум вақиттин кейин Давут филистийәликләргә йәнә һуҗум қилип, уларни бойсундурди. Давут филистийәликләрниң йерини тартивелип, уларниң йәр башқуруш һоқуқини өткүзүвалди. У моабларниму мәғлуп қилди. У уларни йәргә үч қатар болуп йетишқа буйриди. Андин икки қатардикиләрни өлтүрүп, бир қатардикиләрни сақ қалдурди. Шундақ қилип, тирик қалған моаблар Давутқа тәвә болуп, униңға баҗ-селиқ төләйдиған болди.

Зобаһ падишалиғиниң падишаси Рихобниң оғли Һададъәзәр Фират дәрияси әтрапидики зиминға болған башқурушини қайтурувелишқа атлинип чиққанда, Давут уни мәғлуп қилди. Давут униңдин 1700 атлиқ ләшкәр, 20 миң пиядә ләшкәрни әсиргә алди. Йүз һарвуни тартишқа йәткүдәк атни қалдурғандин бөләк, қалған атларниң һәммисиниң сиңирини кәстүрүвәтти.

Дәмәшқтики сүрийәликләр Зобаһ падишаси Һададъәзәргә ярдәм беришкә кәлгәндә, Давут сүрийәликләрдин 22 миң адәмни өлтүрди. Шуниңдин кейин Давут Дәмәшқтики сүрийәликләр райониға өзиниң қошунлирини турғузди. Шундақ қилип, сүрийәликләр Давутқа тәвә болуп, униңға баҗ-селиқ төләйдиған болди. Давут мәйли нәгә һуҗум қилмисун, Пәрвәрдигар уни ғалибигә ериштүрүп турди. Давут Һададъәзәрниң адәмлириниң алтун қалқанлирини олҗа елип Йерусалимға қайтти. Давут падиша йәнә Һададъәзәрниң Бәтах вә Беротай дегән икки шәһиридинму наһайити нурғун мис олҗа алди. Хамат падишаси Тоу Давутниң Һададъәзәрниң пүтүн қошунини мәғлуп қилғанлиғини аңлап, 10 оғли Йорамни Давут падишаниң алдиға саламға әвәтти вә униң Һададъәзәр билән җәң қилип, уни мәғлуп қилғанлиғини тәбриклиди. Әмәлиятта Тоу Һададъәзәр билән дайим уруш қилип кәлгән еди. Йорам Давут падишаға алтун, күмүч вә мистин ясалған нәрсиләрни алғач барди. 11-12 Давут падиша бу нәрсиләрни өзи бурун бойсундурған барлиқ хәлиқләрдин, йәни идомлуқлар, моаблар, аммонлар, филистийәликләр вә амаләкләрдин олҗа алған һәммә алтун-күмүчләр, шундақла Зобаһ падишаси Рихобниң оғли Һададъәзәрдин алған олҗиларниң бир қисми билән қошуп Пәрвәрдигар үчүн қилинидиған хизмәтләргә атиди.

13 Давут Туз җилғисида идомлуқлардин 18 миң адәмни өлтүрүп қайтқандин кейин униң наһайити даңқи чиқти.* 14 У йәнә Идомниң һәрқайси җайлириға өз қошунлирини турғузди. Идомлуқларниң һәммиси Давутқа тәвә болди. Давут қәйәргә берип җәң қилмисун, һәммә йәрдә Пәрвәрдигар униңға ғалибә-нусрәт ата қилди.

Давутниң әмәлдарлири вә уларниң вәзипилири

15 Давут әнди пүтүн Исраилға һөкүмранлиқ қилди, у хәлиқни адиллиқ вә һәққанийәт билән башқурди.

16 Зируя исимлиқ аялниң оғли Йоаб қошунға баш, Ахилудниң оғли Йиһошафат хатирилигүчи, 17 Ахитубниң оғли Задоқ билән Әбиятарниң оғли Ахимәләк роһаний,* Сирая хәтчи, 18 Йиһояданиң оғли Биная киретләр билән пилетләрдин тәркип тапқан муһапизәтчиләрниң башлиғи, Давутниң оғуллири роһаний еди.


*8:13 Йәнә бир хил тәрҗимиси _ «Давут Сүрийәгә қарши һуҗум қилип қайтти. Андин у Туз җилғисида идомлуқлардин 18 миң адәмни өлтүрди, шуниңдин кейин у наһайити даң чиқарди.»

*8:17 Йәнә бир хил тәрҗимиси _ «Задоқ билән Әбиятарни (Ахимәләкниң оғли вә Ахитубниң нәвриси) роһаний.»


9

Давутниң Мифибошәткә меһир-шәпқәт көрситиши

Бир күни Давут:

— Саул җамаитидин һаят қалғанлардин бирәр киши барму? — дәп сориди, — әгәр болса мән Йонатанниң һәқ һөрмити үчүн у кишигә меһир-муһәббәт көрситәй.

Саулниң җамаитигә ишләйдиған Зиба исимлиқ бир хизмәткар бар еди, уни Давутниң йениға чақиртип келишти.

— Сән Зиба боламсән? — дәп сориди Давут падиша униңдин.

— Һә-ә алийлири, мән болимән, — дәп җавап бәрди у.

— Саул җамаитидин һазирғичә бирәр адәм қалғанму? Мән униңға Худаниң меһир-шәпқитини көрситәй, — деди падиша йәнә.

— Йонатанниң оғуллиридин бири һаят болуп, униң иккила пути токудур, — дәп җавап бәрди Зиба.

— У нәдә? — сориди падиша.

— У Лодибардики Аммиелниң оғли Макирниң өйидә туриду, — дәп җавап бәрди Зиба.

Шуниңдин кейин Давут падиша Лодибардики Аммиелниң оғли Макирниң өйидин уни елип келишкә адәм әвәтти. Саулниң нәвриси, йәни Йонатанниң оғли Мифибошәт Давутниң алдиға келип, йәргә баш қоюп, тазим қилди.

— Мифибошәт! — деди Давут.

— Ләббәй, — деди у.

— Қорқма, мән атаң Йонатанниң һәқ һөрмити үчүн саңа меһир-муһәббәт көрситип, бурун боваң Саулға тәвә болған йәр-зиминниң һәммисини саңа беримән. Буниңдин башқа, сән дайим дәстихинимда мән билән биллә ғизалинисән, — деди Давут падиша униңға.

— Мән қуллири өлүк ишттәк қәдирсиз бир адәммән, өзлириниң бунчивала яхшилиқ қилишлириға әрзимәймән, — деди Мифибошәт йәнә бир мәртәм тазим қилип.

Давут падиша Саул үчүн ишлигән хизмәткар Зибани чақиртип келип, униңға:

— Мән Саул вә униң җамаитигә немә тегишлик болса, һәммисини ғоҗайиниңниң нәврисигә бәрдим. 10 Сән оғуллириң, шундақла хизмәткарлириңниң һәммиси ғоҗайиниңниң җамаити үчүн йәрлирини терип, алған һосулни уларниң йәп-ичишигә бәргин. Ғоҗайиниңниң нәвриси Мифибошәт болса дайим мән билән бир дәстиханда болиду, — деди. (Зибаниң 15 оғли, 20 хизмәткари бар еди.)

11 Зиба падишаға:

— Қуллири падиша алийлириниң әмир қилғанлириниң һәммисини бәҗа кәлтүриду, — деди.

Шуниңдин кейин Мифибошәт худди падишаниң оғлидәк падиша билән бир дәстиханда олтирип ғизалинидиған болди.

12 Мифибошәтниң Мика исимлиқ бир кичик оғли бар еди. Зибаниң өйидә туридиғанларниң һәммиси Мифибошәтниң хизмәткарлири болди. 13 Иккила пути току болған Мифибошәт әнди Йерусалимда яшап қалди вә дайим падиша билән бир дәстиханда ғизалинип турди.

10

Давутниң сүрийәликләр вә аммонларни мәғлуп қилиши

Аридин бирқанчә вақит өткәндин кейин, аммонларниң падишаси Нахаш вапат болди. Униң падишалиқ орниға оғли Ханун чиқти.

Давут: «Ханунниң атиси Нахаш маңа меһир-шәпқәт көрсәткәнлиги үчүн, мән униң оғли Ханунға меһир-шәпқәт көрситимән», дәп ойлиди. Давут униңға тәсәлла бериш үчүн әлчилирини әвәтти. Әлчиләр аммонларниң зиминиға киргәндә аммонларниң әмәлдарлири ғоҗиси Ханунға:

— Давут бу йәргә һал сориғили адәм әвәтипту. Силичә у атилириниң һөрмитини қиливатқанмиду? Униң әлчилириниң бу йәргә келиштики мәхсити бу шәһәрни тәкшүрүп, пайлап чиқип, андин кейин шәһәрни ишғал қилиш, дәп ойлимамдила? — дейишти.

Шуниңдин кейин Ханун Давутниң әлчилирини тутувелип, уларниң йүзлириниң бир тәрипидики сақал-бурутлирини чүширивәтти. Йәнә уларниң тонлириниң асти тәрипидин ямпашлириғичә болған қисмини кесиветип, андин уларни қоғлавәтти. Давут әлчиләрниң әһвалидин хәвәр тапқандин кейин, уларни күтүвелишқа алдиға адәм әвәтти. Әлчиләр толиму иза-аһанәттә қалған еди. Падиша әлчилиригә: «Силәр Ериха шәһиридә туруп, сақал-бурутуңлар өскәндин кейин қайтип келиңлар», дәп сөз әвәтти.

Аммонлар өзлириниң Давутни рәнҗитип қойғанлиғини билип, Бәйт-Рихоб вә Зобаһтики сүрийәликләрдин 20 миң пиядә ләшкәр, Маака падишасидин бир миң ләшкәр, тоблуқлардин 12 миң ләшкәр яллап алди. Давут бу хәвәрни аңлап, Исраилниң пүтүн қошунини Йоабниң башчилиғида улар билән уруш қилишқа чиқарди. Аммонлар пайтәхт Раббаһ шәһиридин чиқип, шәһәр дәрвазисиниң алдида сәп түзүп турди, Зобаһ вә Рихобтики сүрийәликләр, тоблуқлар вә Мааканиң адәмлири болса далада айрим бир қошун болуп турди.

Йоаб өзиниң алди-кәйнидин һуҗумға учрайдиғанлиғини көрүп, Исраилниң бир қисим алдинқи қатарлиқ ләшкәрлирини таллап, уларни сүрийәликләргә қарши сәпкә турғузди. 10 Қалған адәмлирини болса акиси Абишайниң башқурушиға қойди. Абишай уларни аммонларға қарши җәңгә тәйяр қилди.

11 Йоаб Абишайға:

— Мабада сүрийәликләр мәндин күчлүк чиқса, сән маңа ярдәмгә кәл. Мабада аммонлар сәндин күчлүк чиқса, мән саңа ярдәмгә барай. 12 Җасарәтлик бол, хәлқимиз вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн җан тикип уруш қилайли! Пәрвәрдигарниң ирадиси әмәлгә ашқай, — деди.

13 Йоаб вә униң адәмлири илгириләп берип, сүрийәликләргә һуҗумға өтүшкә тәйяр болди; сүрийәликләр уларниң алдида қачти. 14 Сүрийәликләрниң қачқанлиғини көргән аммонларму Абишайдин қечип, шәһәргә қайтип киривалди. Шуниңдин кейин Йоаб аммонлар билән җәң қилмай Йерусалимға қайтип кәтти.

15 Исраиллардин йеңилгәнлигини билгән сүрийәликләр йәнә қошунлирини жиғишти. 16 Падиша Һададъәзәр Фират дәриясиниң у тәрипидики сүрийәликләргә адәм әвәтип, уларни йөткәп кәлди. Улар Һададъәзәр қошуниниң беши Шобакниң рәһбәрлигидә Хелам шәһиригә урушқа кәлди.

17 Буниңдин хәвәр тапқан Давут Исраилдики ләшкәрләрниң һәммисини жиғип, Иордан дәриясидин өтүп Хеламға кәлди. У йәрдә сүрийәликләр сәп түзүп Давутқа қарши җәңгә атланди 18 Һалбуки, сүрийәликләр исраилларниң алдидин йәнә қачти. Давут сүрийәликләрниң җәң һарвуси һайдайдиған 700 ләшкирини вә 40 миң атлиқ ләшкирини өлтүрди. Давут йәнә сүрийәликләрниң қошуниниң беши Шобакни яриландурди. У шу йәрдә өлди. 19 Һададъәзәргә тәвә падишаларниң һәммиси өзлириниң исраиллардин мәғлуп болғанлиғини көрүп, улар билән течлиқ келишими түзүшүп, исраилларға тәвә болди. Шуниңдин кейин сүрийәликләр аммонларға ярдәм бериштин қорқуп қалди.

11

Давут вә Батшәба

Әтияз келип, падишалар җәңгә чиқидиған чағ болди. Давут пүтүн Исраил қошунини Йоаб билән ләшкәр башлириниң башчилиғида җәңгә атландурди. Улар аммонларни йәңди вә Раббаһни қоршавға еливалди. Давут өзи болса Йерусалимда қалди.

Бир күни кәчқурун Давут орнидин туруп, ординиң өгүзидә у ян-бу ян меңип жүргинидә, наһайити чирайлиқ бир аялниң жуюнуватқанлиғини көрүп қалди. Давут у аялниң ким екәнлигини билип келишкә адәм әвәтти. У адәм қайтип келип:

— У Әлиамниң қизи, хит хәлқидин болған Урияниң хотуни Батшәба екән, — деди.

Давут адәм әвәтип, у аялни әкәлдүрди вә униң билән биллә болди. (Бу чағда у аял һәйиз көрүп йеңидин сақайған болуп, әндила тазилинип болған еди). Кейин у аял өйигә қайтип кәтти.

Аял өзиниң һамилдар болуп қалғанлиғини билип, бу һәқтә Давутқа хәвәр әвәтти.

Давут Йоабқа адәм әвәтип: «Сән хит хәлқидин болған Урияни мениң йенимға әвәткин», деди. Йоаб Урияни Давутниң йениға әвәтти.

Урия кәлгәндин кейин Давут униңдин Йоаб вә ләшкәрләрниң, шундақла җәң мәйданиниң әһвалини сориди.

Андин Давут униңға:

— Өйүңгә қайтип, дәм алғин! — деди.

Урия ордидин кәткәндин кейин, Давут падиша униң арқисидин соғатларни әвәтти.

Урия болса өзиниң өйигә қайтмай, падишаниң хизмәткарлири билән биллә орда дәрвазисиниң йенида қонуп қалди.

10 «Урия өйигә қайтмапту» дегән хәвәр Давутқа йәткәндә, у Урияни чақиртип, униңдин:

— Сән сәпәрдин келип туруп, немишкә өз өйүңгә бармидиң? — дәп сориди.

11 Урия җавап берип:

— Исраил вә Йәһудийә ләшкәрлири чедирларда туруватиду, келишим сандуғиму уларниң йенида. Ғоҗам Йоаб вә униң ләшкәр башлири далада йетиватса, мән қандақму өйгә қайтип йәп-ичип, хотунум билән биллә ятай? Мән силиниң намлири билән қәсәм қилимәнки, мән һәргиз ундақ ишни қилмаймән, — деди.

12 — Бүгүнму мошу йәрдә қал. Мән сени әтә уруш мәйданиға йолға селип қойимән, — деди Давут Урияға. Урия шу күни Йерусалимда қалди. 13 Әтиси Давут Урияни өзи билән ғизалинишқа чақиртип, уни мәс қилип қойди. Һалбуки, кәч болғанда Урия өз өйигә берип ятмай, йәнила падишаниң хизмәткарлири ятидиған җайда ятти.

14 Әтиси әтигәндә Давут Йоабқа бир парчә хәт йезип, уни Урия арқилиқ әвәтти. 15 У хетидә: «Урияни әң шиддәтлик җәң болидиған алдинқи сәпкә әвәт, униң җәңдә өлүп кетиши үчүн, уни ялғуз ташлап, кәйниңларға чекиниңлар», дәп язған еди.

16 Йоаб у чағда Раббаһ шәһирини қоршавға еливататти. Дүшмәнләр қәйәрдә әң күчлүк болса, у Урияни шу йәргә әвәтти. 17 Дүшмән ләшкәрлири шәһәрдин чиқип, Йоабниң қошуни билән елишқанда, Давутниң ләшкәрлириниң бәзилири өлди. Хит хәлқидин болған Урияму өлди.

18 Шуниңдин кейин Йоаб Давутқа хәвәрчи әвәтип, униңға җәң әһвалидин мәлумат бәрди. 19 Йоаб хәвәрчигә:

— Сән падишаға пүтүн җәң әһвалини толуқ йәткүзгин. 20 Әгәр падиша аңлап қаттиқ хапа болуп, сени: «Силәр немишкә шәһәргә шунчә йеқин берип җәң қилдиңлар, дүшмәнниң сепилдин оқ атидиғанлиғини билмәттиңларму? 21 Гидъонниң оғли Абимәләкни кимниң өлтүргәнлигини билмәмсиләр, уни Тибезда бир аял сепилдин қол түгмәнниң тешини ташлап өлтүрмигәнмиди?* Шундақ екән, силәр сепилға немишкә шунчә йеқин бардиңлар?» дәп әйипләп кәтсә, сән униңға: «Падишаниң хизмәткари Урияму өлди», дәп җавап бәргин, — деди.

22 Хәвәрчи Давут падишаниң йениға барди вә Йоаб тапилиған сөзләрниң һәммисини униңға ейтти. 23 Хәвәрчи Давут падишаға:

— Дүшминимиз биздин күчлүк кәлди. Улар шәһәрдин чиқип, далада биз билән җәң қилди. Бирақ биз уларни шәһәр дәрвазисиғичә қоғлап бардуқ. 24 Шу пәйттә дүшмәнниң оқ-ячилири сепилда туруп падишайи аләмниң ләшкәрлирини оқ-яға тутушти. Силиниң ләшкәрлиридин бәзилири өлди. Уларниң ичидә хит хәлқидин болған хизмәткарлири Урияму бар, — деди.

25 Давут хәвәрчигә:

— Сән берип Йоабни илһамландуруп, униңға: «Бу иш сәвәвидин көңлүңни йерим қилма, җәң қурвансиз болмайду. Әнди шәһәргә болған һуҗумни күчәйтип, шәһәрни ишғал қил» дегин, — деди.

26 Урияниң аяли ериниң өлгәнлигини аңлап, һаза тутти. 27 Һаза муддити тошуши билән Давут адәм әвәтип, уни ордиға әкәлдүрүвалди. У Давутқа хотун болуп, бир оғул туғуп бәрди. Лекин Давутниң бу қилғанлири Пәрвәрдигарниң нәзиридә яманлиқ еди.


*11:21 Муқәддәс Китабниң «Сәрдарлар» қисми 9-баб, 50-53 айәтләргичә қаралсун.


12

Пәрвәрдигарниң Давутни әйиплиши

Пәрвәрдигар Натан пәйғәмбәрни Давутниң йениға әвәтти. У келип Давутқа мундақ деди:

— Бир шәһәрдә икки адәм бар болуп, бирси бай, бирси кәмбәғәл екән. Байниң наһайити көп чарва-маллири бар екән, кәмбәғәлниң болса сетивелип беқиватқан кичиккинә бир чиши қозисидин башқа һечнемиси йоқ екән. У қоза кәмбәғәлниң өйидә униң балилири билән биллә чоң болушқа башлапту. Қоза униң тамиғидин йәп, қачисидин сүт ичип, қойнида ухлайдикән. Қисқиси қоза у адәмниң қизидәкла болуп кетипту. Бир күни байниң өйигә бир йолувчи чүшүпту. Бай меһманға таам һазирлаш үчүн, өзиниң маллиридин бирәрни союшқа көзи қиймай, һелиқи кәмбәғәлниң пахлинини әкәлдүрүп, уни союпту-дә, йолувчини меһман қилипту.

Давут буни аңлап байға қаттиқ ғәзәплинип, Натанға:

— Мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, бундақ ишни қилған адәм өлүмгә мәһкүмдур. У бағри ташлиқ қилип, бундақ ишни қилғанлиғи үчүн кәмбәғәлгә төрт пахлан төлиши керәк, — деди.

— У адәм дәл сән! — деди Натан Давутқа, — Пәрвәрдигар, исраилларни таллиған Худа саңа дәйдуки: «Мән сени Исраилға падиша болушқа таллап, Саулниң қолидин қутулдуруп чиқтим. Униң ордисини саңа ата қилип, хотунлирини қучиғиңға селип бәрдим. Исраил вә Йәһудийә падишалиқлириниму саңа бәрдим. Буларни аз көргән болсаң, буниңдинму көпирәгини берәр едим. Сән немишкә Мени көзгә илмай, яман ишларни қилдиң? Хит хәлқидин болған Урияниң җенини урушта аммонларниң қоли билән алдиң. Униң аялини тартивелип, өзәңгә хотун қиливалдиң! 10 Мени көзүңгә илмай, Урияниң аялини өзәңгә хотун қиливалғанлиғиң үчүн, буниңдин кейин қилич әвлатлириңға дайим ховуп елип келиду».

11 Пәрвәрдигар йәнә шундақ дәйдуки: «Қара! Мән өзәңниң әвлатлириңдин өзәңгә яманлиқ кәлтүримән; көз алдиңдила хотунлириңни башқа бирсигә бериветимән. У күп-күндүздә хотунлириңниң қойниға кириду. 12 Сән у ишни йошурунчә қилған болсаң, Мән буни барлиқ исраил хәлқи алдида күп-күндүздә қилғузимән».

13 Давут бу гәпни аңлап, Натанға:

— Мән Пәрвәрдигар алдида гуна қилдим, — деди.

— Пәрвәрдигар гунайиңни кәчүрди. Сән өлмәйсән, — деди Натан, 14 — амма сән бу ишни қилип, Пәрвәрдигарни мәнситмигәнлигиң үчүн, йеңи туғулған оғлуң өлүп кетиду.

15 Шуниң билән Натан өз өйигә қайтип кәтти. Пәрвәрдигар Урияниң хотуни Давутқа туғуп бәргән балини еғир кесәлгә гириптар қилди. 16 Давут оғли үчүн Пәрвәрдигарға ялвурди. У роза тутти, кечилири өйигә кирип, йәрдила ятти. 17 Орда ақсақаллири униң йениға кирип, уни йәрдин турғузмақчи болсиму, Давут орнидин турмиди. Улар билән биллә ғиза йегилиму унимиди.

18 Йәттинчи күни бала вапат болди. Давутниң әмәлдарлири униңға балисиниң өлүм хәвирини ейтишқа петиналмиди. Улар: «Биз бала һаят чеғида униңға шунчә нәсиһәт қилипму уни гәпкә киргүзәлмигән турсақ, әнди униңға балиниң өлгәнлигини қандақму ейталаймиз? У өзигә бирәр яман иш қилип қоярмикин», дәп әнсирәшти.

19 Давут әмәлдарлириниң бир-биригә пичирлишип жүргәнлигидин балиниң өлгәнлигини һис қилип, әмәлдарлиридин:

— Бала вапат болдиму? — дәп сориди.

Улар:

— Һә-ә! — дәп җавап беришти.

20 Шуниңдин кейин Давут орнидин туруп, жуюнуп, хуш пурақ әтирләрни чечип, кийимлирини йеңилап, Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһиға кирип ибадәт қилди. Андин у өз ордисиға қайтип келип, ғиза кәлтүргүзүп йеди.

21 Шу чағда әмәлдарлири униңдин:

— Бала һаят чеғида роза тутуп, жиғлидила. Бала өлүп кәткәндин кейин болса әксичә ғиза йедила, бу қандақ қилғанлири? — дәп сориди.

22 Давут уларға:

— Бала һаят чеғида роза тутуп жиғлишим; Пәрвәрдигар маңа шәпқәт қилип, балини һаят қалдурармикин, дегән ойда болғанлиғимдин еди. 23 Әнди у өлүп кәтти, йәнә немишкә роза тутидикәнмән? Уни тирилдүрүвалалаттимму? Мән һаман бир күни униң йениға баримән, лекин у мениң йенимға қайтип келәлмәйду, — дәп җавап бәрди.

Сулайманниң дунияға келиши

24 Андин кейин Давут аяли Батшәбаға тәсәлла бәрди вә униң йениға кирип, униң билән биллә ятти. Батшәба һамилдар болуп, бир оғул туғди. Балиға «Сулайман» дәп ат қоюлди. Пәрвәрдигар балини яхши көргәнлиги үчүн, 25 Натан пәйғәмбәрни әвәтип, униңға Йидидия (мәнаси «Пәрвәрдигар яхши көрүп сөйди») дәп ат қойди.

Йоабниң Раббаһ шәһирини һуҗум қилип елиши

26 Шуниң билән бир вақитта, Йоаб аммонларниң пайтәхти Раббаһқа болған һуҗумини давам қиливәрди. Нәтиҗидә шәһәрниң падиша ордиси җайлашқан қорғинини бесивалди.

27 Кейин у Давутқа чапармәнләрни әвәтип:

— Мән Раббаһ шәһиригә һуҗум қилип, шәһәрниң асаслиқ су мәнбәсини алдим. 28 Әнди қалған адәмләрни өзиңиз башлап келип, шәһәрни қоршап бесивелиң. Шәһәрни мән алған болуп қалмай, болмиса хәлиқ «шәһәрни Йоаб алған» дәп жүрүшиду, — деди.

29 Шуниңдин кейин Давут қалған қошунни жиғип Раббаһқа жүрүш қилип, шәһәрни һуҗум билән алди. 30 Давут аммонларниң падишасиниң бешидики алтун таҗини алди. Еғирлиғи 35 кило келидиған үсти яқут билән безәлгән бу алтун таҗа Давутниң бешиға кийдүрүлди. Давут шәһәрдин нурғун олҗиларни алди. 31 У йәнә шәһәр аһалисини һәрә, кәтмән, палта билән қилинидиған ишларға вә хумданда хиш пиширишқа салди. Давут аммонларниң башқа шәһәр аһалилиригиму шундақ муамилә қилди. Андин Давут пүтүн қошунини башлап Йерусалимға қайтип кәтти.

13

Амнон вә Тамар

Бир мәзгил өткәндин кейин мундақ бир иш йүз бәрди:

Давутниң Тамар исимлиқ наһайити чирайлиқ бир қизи болуп, у Абсаломниң сиңлиси еди. Тамар Давутниң башқа бир оғли Амнонниң ата бир ана башқа сиңлиси еди. Амнон Тамарға көйүп қалди һәм көйүк дәрдидә ағрип қалди. Тамар техи қиз болғачқа, Амнон униңға тегишкә мүмкин әмәс дәп ойлиди. Амнонниң Йонадаб исимлиқ бир ағиниси бар болуп, у Давутниң акиси Шаммаһниң оғли еди. Йонадаб интайин қув адәм еди.

У Амнондин:

— Шаһзадә, немишкә күндин-күнгә чүшкүнлишип кетисиз? Маңа ейтип берәмсиз? — дәп сориди.

— Мән өгәй иним Абсаломниң сиңлиси Тамарға көйүп қалдим, — деди у.

— Ундақ болса, сиз каривәткә чиқип ялғандин кесәл болуп йетивелиң, атиңиз йоқлап кәлгәндә, униңға: «Сиңлим Тамар келип маңа йегили бир нәрсә бәрсун, көз алдимда тамақ әтсун, әткән тамиғини қолидин елип йәй» дәң, — деди Йонадаб.

Шундақ қилип, Амнон ялғандин кесәл болуп йетивалди. Падиша йоқлап кәлгәндә, Амнон:

— Сиңлим Тамарни чақиртип, көз алдимда маңа нан пишарғузуп бәргән болсиңиз, униң өз қолидин елип йегән болсам, — деди.

Давут ордиға чапармән әвәтип, Тамарға: «Акиңиз Амнонниң өйигә берип, униңға ғиза етип бериң», деди.

Шуниң билән Тамар акиси Амнонниң өйигә барди. У чағда Амнон орун тутуп ятқан еди. Тамар азирақ унда хемир жуғирип, Амнонниң көз алдида тавида нан пиширип бәрди. У тавини елип келип, нанни Амнонниң алдиға қойған еди, Амнон нанни йегили унимай: «Һәммиңлар бу йәрдин чиқип кетиңлар!» деди.

Һәммиси униң йенидин чиқип кетишти.

10 Андин Амнон Тамарға:

— Нанни һоҗрамға әкир, өз қолуңдин елип йәй, — деди.

Тамар пишарған нанларни елип, акиси Амнонниң һоҗрисиға кирип, униң йениға кәлди. 11 Тамар нанни униңға сунғанда, Амнон уни өзигә тартип:

— Сиңлим, кәл, мән билән ятқин! — деди.

12 — Яқ, ака, мени зорлимаң! Исраиллар ичидә бундақ қилишқа болмайду. Бундақ сәт ишни қилмаң. 13 Бу рәсвачилиқни мән қандақ көтирип жүрәй? Сизму исраиллар ичидә уятқа қалған бир ахмаққа айлинип қалисиз. Өтүнәй, падишаға ейтсиңиз, у мениң сизгә ятлиқ болушумға қарши чиқмайду, — деди.

14 Лекин Амнон униң гепигә қулақ салмиди. У Тамардин күчлүк болғачқа, униңға зорлуқ қилип, униң билән биллә ятти. 15 Шуниңдин кейин, Амнон Тамарға бәк өч болуп кәтти. Өчлүги униң илгири Тамарға болған муһәббитидинму күчлүк болди. Амнон Тамарға:

— Қоп, бу йәрдин йоқал! — деди.

16 — Яқ! Мени қоғлиған бу гунайиңиз һели мени аяқ асти қилған гунайиңиздинму еғирдур, — деди Тамар.

Лекин Амнон униң гепигә қулақ салмай, 17 әксичә шәхсий хизмәткарини чақирип:

— Бу хотунни һайдап чиқирип, ишикни қулуплап қой! — деди.

18 Амнонниң хизмәткари Тамарни һайдап чиқиривәткәндин кейин, ишикни қулуплап қойди. Бу чағда Тамар узун йәңлик либас кийивалған еди, падишаниң ятлиқ болмиған қизлири шундақ кийинишәтти. 19 Тамар бешиға күл чечип, үстидики узун йәңлик либасини житивәтти. Икки қоли билән йүзини йепивелип, һөкүрәп жиғлап маңди.

20 Акиси Абсалом уни көрүп, униңдин:

— Акаң Амнон сән билән биллә яттиму? Һәй сиңлим, әнди сән бу ишни ағзиңдин чиқарма. У дегән сениң акаң, бу ишни көңлүңгә алма, — деди.

Шуниңдин кейин Тамар тәнһа вә ғәмкин һалда акиси Абсаломниң өйидә яшиди.

21 Болуп өткән ишларни Давут падиша аңлап, наһайити хапа болуп кәтти. 22 Өз сиңлиси Тамарниң номусиға тәккәнлиги үчүн, Абсалом Амнонға өч болуп кәтти, у Амнонға йә яхши, йә яман сөз қилмиди.

Абсаломниң Амнонни өлтүрүши

23 Икки жил өткәндин кейин Абсалом падишаниң оғуллириниң һәммисини Баал-Хазорға зияпәткә тәклип қилди. Баал-Хазор Әфрайим зимининиң йениға җайлашқан болуп, у йәрдә Абсалом қойлирини қирқитивататти.

24 Абсалом шаһ атисиниң алдиға келип:

— Қойларни қирқитиватимән. Әй алийлири, мәрһәмәт қилип әмәлдарлириңизни елип мән билән биргә тәбрикләш зияпитигә қатнашқайсиз, — деди.

25 — Яқ, оғлум! Әгәр һәммимиз барсақ, саңа еғирчилиғимиз чүшүп қалиду, — деди падиша.

Абсалом падишаға қаттиқ ялвурди. Падиша йәнила беришқа унимай, пәқәт униңға бәхит тиләп дуа қилди.

26 — Әгәр өзиңиз баралмайдиған болсиңиз, акам Амнонниң биз билән беришиға рухсәт қилғайсиз, — дәп өтүнди Абсалом.

Падиша униңдин:

— Немишкә у сән билән биллә бериши керәк? — дәп сориди,

27 Абсалом ялвурувәргәндин кейин, падиша ахири Амнонниң вә барлиқ оғуллириниң униң билән биллә беришиға мақул болди.

28 Абсалом өзиниң хизмәткарлириға:

— Диққәттә болуңлар, Амнон һарақ ичип, сәл кәйпә болғанда мән: «Амнонни өлтүрүңлар!» дәп буйруқ қилимән. Шу чағда уни өлтүрүветиңлар! Қорқмаңлар, буни силәргә мән буйридим. Жүрәклик вә җасур болуңлар, — деди.

29 Абсаломниң хизмәткарлири униң буйруғини бәҗа кәлтүрүп, Амнонни өлтүрүвәтти. Падишаниң қалған оғуллири орунлиридин турушуп, хечирлирини минип қечишти.

30 Улар йолда кетиватқандила, Давут падишаға: «Абсалом падишаниң балилириниң бириниму қалдурмай, һәммисини өлтүрүветипту», дегән хәвәр йәтти.

31 Падиша буни аңлап, орнидин туруп, қаттиқ қайғурған һалда кийимлирини житип, өзини йәргә ташлап йетивалди. Униң әтрапида турған һәммә хизмәткарлириму кийимлирини житишти.

32 Лекин Давут падишаниң акиси Шаммаһниң оғли Йонадаб униңға:

— Падиша алийлири, «һәммә оғуллиримдин айрилиптимән» дәп ойлимисила, пәқәт Амнон өлүпту, халас. У өгәй сиңлиси Тамарниң номусиға тәккән күндин башлап, Абсалом уни өлтүрүш қәстидә болуп кәлгән. 33 Әнди падиша алийлири «һәммә оғуллири өлтүрүлүпту» дегән хәвәргә ишәнмисилә. Әмәлиятта өлтүрүлгини бирла Амнон. 34 Абсалом болса қечип кәтти, — деди.

Шу чағда сепилниң үстидики күзәтчи әтрапқа қариған еди, тағ тәрәптики йолда Бәйт-Хорон шәһиридин келиватқан нурғун адәмләрни көрди.

35 — Әйнә, оғуллириниң һәммиси келиветипту. Худди мән, қуллири ейтқандәк болди, — деди Йонадаб падишаға.

36 Униң гепи түгәр-түгимәйла, падишаниң оғуллири йетип келип, һөкүрәп жиғлап кетишти. Падиша вә униң әтрапидики әмәлдарлириму қаттиқ жиғлап кетишти.

37-38 Абсалом қечип, Гишурниң падишаси Талмайниң йениға барди вә у йәрдә үч жил туруп қалди. Талмай Аммиһудниң оғли еди. Давут падиша оғли Амнон үчүн узун вақит матәм тутти. 39 Давут Амнонниң өлүмидин тәсәлла тапқандин кейин, Абсаломни сеғинишқа башлиди.

14

Йоабниң Абсаломниң Йерусалимға қайтип келиши үчүн амал ишлитиши

Зируя исимлиқ аялниң оғли Йоаб Давут падишаниң Абсаломни сеғинғанлиғини билип, Тиқова шәһиригә адәм әвәтип, у йәрдин бир данишмән аялни чақиртип кәлди. Йоаб у аялға:

— Сән матәм тутуватқан қияпәткә кирип, һазидарлиқ кийимлириңни кийгин. Пәдәз қилма, өзәңни бир мәрһумға узақтин бери матәм тутуватқан аялдәк көрситип, мән саңа немә десәм, падишаниң һозуриға берип, униңға шуни дә, — деди.

Кейин Йоаб у аялға немиләрни ейтишни үгәтти.

Тиқовалиқ аял падишаниң һозуриға кирип, йәргә баш қоюп тазим қилип, мундақ деди:

— Әй падиша алийлири, маңа бир ярдәм қилғайла!

— Немә ишиң бар? — дәп сориди падиша.

— Мән бир тул аялмән, — деди у, — ерим өлүп кәткән. Мән, қуллириниң икки оғли бар еди. Бир күни у иккиси етизлиқта урушуп қапту. У йәрдә иккисини аҗритип қойидиған адәм йоқ, бири йәнә бирини уруп өлтүрүп қоюпту. Әнди пүтүн җамаитим мән, қуллириға қарши чиқип, маңа: «Акисини өлтүргән қатилни бизгә тапшуруп бәр. Акисини өлтүргәнлиги үчүн, гәрчә мирасхоруң қалмисиму, уни өлтүримиз», дейишиватиду. Әгәр шундақ болса, улар мениң үмүт чириғимни өчүрүветиду. Бу дунияда еримниң намини давамлаштуридиған бирәрси қалмайду.

— Сән өйүңгә қайт! Мән сениң мәнпийитиңгә пайдилиқ пәрман чүширимән, — деди падиша һелиқи аялға.

Тиқовалиқ аял падишаға йәнә:

— Әй җанабий алийлири, бу ишларға мән вә атамниң җамаити әйипликтурмиз. Падиша вә падишаниң тәхти әйипсиз болғай, — деди.

10 — Бу иш тоғрилиқ ким саңа бир немә десә, уни мениң йенимға башлап кәл. У адәм сени йәнә хапа қилмайдиған болиду, — деди падиша.

11 — Әй падиша алийлири, Пәрвәрдигар Худалириниң алдида қәсәм қилғайла, оғлумниң ата җамаитидики қанға қан алимән дегүчиләр, қалған бир оғлумниму өлтүрүп, техиму чоң җинайәт өткүзмигәй, — деди аял.

— Мән мәңгү һаят Пәрвәрдигарниң алдида қәсәм қилимәнки, — деди падиша, — оғлуңниң бир тал чечиғиму зиян йәтмәйду.

12 — Мән, қуллириниң падиша алийлириға йәнә бир еғиз гәп қилишиға рухсәт қилғайла, — деди аял.

— Қени, дегин, — деди падиша.

13 — Ундақта, өзлири немишкә дәл бундақ наһәқчиликни Худаниң хәлқигә рава көридила? — деди аял, — әй падиша алийлири, сили бундақ дәп туруп, өзлириниң қечип кәткән оғуллириниң қайтип келишигә йол қоймисила, өзлириниң хата иш қилғанлиқлирини испатлимамдила? 14 Биз һәммимиз һаман өлүп түгәймиз. Худди су топиға сепилсә қайтурувалғили болмиғандәк, бизму қайтип кәлмәймиз. Лекин Худа бизни һаятлиқтин мәһрум қилмайду, әксичә азғанларни Өзиниң йениға елип келишниң йоллирини издәйду. 15 Пүтүн җамаитим мени қорқутувәткәнлиги үчүн мән: «Бүгүн падиша алийлириға бу ишлар тоғрилиқ илтиҗа қилсам, падишайим қуллириниң бу тәливини иҗавәт қилар, 16 оғлум билән мени өлтүрүп, бизни Худа Өз хәлқигә бәргән зиминдин айривәтмәкчи болғанлардин қутқузар», дәп ойлидим. 17 Мән йәнә: «Падиша алийлириниң гепи мени хатирҗәм қилиду. Чүнки падишайим Худаниң пәриштисигә охшаш һәқ-наһәқни айралайду», дәп ойлидим. Өзлирини таллиған Пәрвәрдигар Худалири силигә яр болғай!

18 — Мән сәндин бир гәп сорай, — деди падиша һелиқи аялға, — сән мәндин йошурма.

— Җанабий алийлири, қени, сорисила, — деди аял.

19 — Сениң йенимға келип бу сөзләрни қилишиң Йоабниң көрсәтмисиму? — дәп сориди падиша. Аял җавап берип мундақ деди:

— Мән падиша алийлири алдида қәсәм қилимәнки, өзлириниң ойлиғанлири тоғра. Маңа немә дейишни вә немә қилишни үгәткән дәл өзлириниң хизмәткарлири Йоабтур. 20 Униң бундақ қилиши мәсилиниң йәнә бир тәрипини силигә көрситип бериштур. Даналиқта өзлири Худаниң пәриштисигә охшайдила, йәр йүзидә болуватқан һәммә ишларни билидила.

21 Падиша Йоабни чақиртип, униңға:

— Мән арзуюңни иҗавәт қилишни қарар қилдим. Сән берип, яш жигит Абсаломни қайтуруп кәл, — деди.

22 Йоаб йәргә баш қоюп тазим қилип, падишаға бәхит тилиди вә:

— Бүгүн мән, қуллири падиша алийлириниң алдида илтипат таптим, чүнки падишайим арзуюмни иҗавәт қилди, — деди.

23 Шуниңдин кейин Йоаб Гишурға берип, Абсаломни Йерусалимға қайтуруп кәлди.

24 Лекин падиша:

— Абсалом өйигә барсун, мениң һозурумға кәлмисун, — деди. Шуңа Абсалом падиша билән көрүшмәй, өз өйигә кәтти.

Давутниң Абсалом билән көрүшүши

25 Пүтүн исраиллар арисида Абсаломдәк қәдди-қамити келишкәнлигидин даңқи чиққан адәм йоқ еди. Униң бешидин тапиниғичә бирәр әйип тапқили болматти. 26 Бешидики чечи униңға еғир кәлгәчкә, у һәр жили бир қетим чечини алдуратти. Алдурған чечини өлчисә, икки килодин артуқ келәтти. 27 Абсаломниң үч оғли вә Тамар исимлиқ гөзәл бир қизи бар еди.

28 Абсалом Йерусалимда икки жил турған болсиму, падишаниң һозуриға кирмиди. 29 Шуниң билән Абсалом Йоабни падиша һозуриға әвәтмәкчи болуп, уни чақиртти, лекин Йоаб кәлгили унимиди. Абсалом иккинчи қетим йәнә адәм әвәткән болсиму, Йоаб йәнила кәлгили унимиди.

30 Шу сәвәптин Абсалом хизмәткарлириға:

— Мана Йоабниң арпа териған етизи мениң етизим билән яндаш турупту. Силәр берип, Йоабниң етизиға от қоюветиңлар! — дәп буйриди.

Абсаломниң хизмәткарлири униң етизиға от қоювәтти.

31 Шуниң билән Йоаб Абсаломниң өйигә келип, униңдин:

— Хизмәткарлириңиз немә үчүн мениң етизимға от қойиду? — дәп сориди.

32 Абсалом Йоабқа җавап берип:

— Сени чақиртишимдики мәхсәт, йенимға кәлсәң, сени падиша һозуриға әвәтип падишаға: «Мени немишкә Гишурдин қайтуруп кәлдиңиз? Шу йәрдә турувәргиним яхши болатти», дегән сөзләрни йәткүзүш еди. Әнди мән падишаниң һозуриға кирәй. Әгәр мән әйиплик болсам, мени өлтүрүвәтсун, — деди. 33 Йоаб падишаниң алдиға кирип, бу хәвәрни йәткүзди. Шуниң билән падиша Абсаломни чақиртти. Абсалом падишаниң һозуриға кирип, униң алдида баш қоюп тазим қилди. Падиша Абсаломни қучағлап сөйди.

15

Абсаломниң топилаң планлиши

Шуниңдин кейин Абсалом өзигә бир җәң һарвуси билән атларни, шундақла 50 чапармәнни һазирлиди. У дайим сәһәр қопуп шәһәр дәрвазиси алдидики йол бойида туратти. Бирәрси дава иши тоғрилиқ падиша билән көрүшүшкә у йәргә кәлсә, Абсалом уни чақирип «Қәйәрликсиз?» дәп соратти. Натонуш киши җававән: «Мән, қуллири Исраилниң палани қәбилисидин» десә, Абсалом: «Қараң, давайиңиз йоллуқ һәм һәқ екән, бирақ падишаниң йенида буни аңлайдиған адәм йоқ», дәтти. Абсалом йәнә «Әгәр мән бу йәрдә сәрдар болған болсам, әризә қилип кәлгәнләр мени издәтти. Мән уларниң иши һәққидә адиллиқ билән қарар чиқираттим», дәтти. Бирәрси келип Абсаломға тазим қилмақчи болса, у қолини узитип уни қучағлап сөйүп кетәтти. Абсалом падишаға әризә қилғили кәлгән барлиқ исраилларға мошундақ муамилә қилип, уларниң көңлини өзигә қаритивалди.

Төрт жил өткәндин кейин Абсалом Давут падишаға:

— Мениң Пәрвәрдигарға қилған вәдәмни ада қилишим үчүн Һибронға беришимға иҗазәт бәргәйла! Мән Сүрийәниң Гишур дегән йеридә туруватқинимда Пәрвәрдигарға: «Әгәр мени Йерусалимға қайтурсаң, Һибронда Саңа ибадәт қилимән» дәп вәдә бәргән едим, — деди.

Падиша:

— Аман-есән бар, — деди.

Шуниң билән Абсалом Һибронға барди. 10 Бирақ Абсалом Исраилниң барлиқ қәбилилиригә адәмлирини әвәтип: «Силәр бурға авазини аңлиған һаман ‹Абсалом Һибронда падиша болупту› дәңлар», деди. 11 Абсаломниң йенида униң тәкливи бойичә Йерусалимдин униңға әгишип кәлгән 200 адәм бар еди. Улар Абсаломниң яман нийитидин хәвәрсиз адәмләр еди. 12 Абсалом қурванлиқ сунуш билән бир вақитта, Давутниң мәслиһәтчиси гилоһлуқ Ахитофәлгә адәм әвәтип, уни Гилоһдин елип кәлди. Абсаломға әгәшкәнләрниң сани зор миқдарда көпийиши билән, Давут падишаға болған сүйиқәстму барғансири күчәйди.

Давутниң Йерусалимдин қечиши

13 Бир хәвәрчи Давутниң йениға келип: «Исраилларниң қәлби Абсаломға еғип кәтти», деди. 14 Андин Давут Йерусалимда өзи билән биргә болған һәммә әмәлдарлириға:

— Әмсә, биз қачайли, болмиса Абсаломдин қечип қутулалмаймиз. Тез болуңлар, болмиса у бизгә йетишивелип, бизни һалакәткә тиқип, шәһәр аһалисиниң һәммисини қилич билән қириветиду, — деди.

15 Падишаниң әмәлдарлири падишаға:

— Хоп, падишайи аләм, қандақ қарар қилсилири биз бәҗа кәлтүримиз, — деди.

16 Шуниң билән падиша пүтүн орда әһлини әгәштүрүп йолға чиқти. Ордини сақлисун дәп он тоқилини ордиға қойди. 17 Падиша йолға чиққанда, униң барлиқ адәмлири униңға әгишип маңди. Улар шәһәрниң әң четидики бир өйгә келип тохтиди. 18 Падишаниң ясавуллирини өз ичигә алған барлиқ адәмлири вә Гаттин падишаға әгишип кәлгән 600 нәпәр гатлиқлар падишаниң йенидин өтти. 19 Падиша гатлиқ Иттайға:

— Немишкә биз билән келисән? Қайтип кәт! Сән башқа әлдин сүргүн қилинған бир мусапирсән. Ким падишайиң болса, шуниң йенида тур. 20 Сән түнүгүнла кәлдиң. Мән нәгә беришимни өзәмму билмәймән. Бу күнләрдә сени сәргәрдан қилип жүрәйму? Өзәң билән биллә кәлгәнләрни елип қайтқин. Худа саңа меһир-муһәббәт вә садақәтмәнлик көрсәткәй! — деди.

21 Бирақ Иттай падишаға:

— Әй падишайи аләм, мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар, шундақла силиниң алдилирида қәсәм қилимәнки, һаятлиқ яки маматлиқ болсун, сили нәдә болсила, мән, қуллири шу йәрдә болимән, — дәп җавап бәрди.

22 Давут Иттайға:

— Бопту, биз билән жүривәр, — деди.

Шундақ қилип, гатлиқ Иттай барлиқ адәмлирини бала-җақилири билән елип, алдиға қарап меңип кәтти. 23 Давутниң адәмлири йолдин өтүп кетиватқанда, пүтүн жут әһли һөкүрәп жиғлап кәтти. Падиша Давут Қидрон җилғисидин кесип өтүп, барлиқ адәмлирини башлап, дәшт-баяванға қарап йол алди.

24 Роһаний Задоқ вә роһаний Әбиятар Худаниң келишим сандуғини көтиривалған лавийлар билән биллә шу йәрдә еди. Улар Худаниң келишим сандуғини йәргә қоюп, Давут вә униң адәмлири шәһәрдин чиқип болғичә күтүп турушти.

25 — Худаниң келишим сандуғини Йерусалимға қайтуруп кетиңлар! — деди падиша Задоққа, — әгәр Пәрвәрдигар мәндин рази болса, мени қайтуруп келип, келишим сандуғи турған өйни вә келишим сандуғини маңа йәнә көрсәтсун. 26 Әгәр Пәрвәрдигар: «Сәндин рази әмәсмән» десә, мәйли мени қандақ қилса шундақ қилсун.

27 Падиша йәнә роһаний Задоққа:

— Сән әһвални чүшинисән. Оғлуң Ахимаас вә роһаний Әбиятар һәм униң оғли Йонатан билән биллә шәһәргә тинич қайтип кетиңлар. 28 Мән силәрдин таки хәвәр кәлгичә даладики дәриядин өтидиған җайда күтүп туримән, — деди.

29 Шундақ қилип, Задоқ билән Әбиятар Худаниң келишим сандуғини Йерусалимға қайтуруп кетишти вә өзлириму шу йәрдә туруп қелишти. 30 Давут һөкүрәп жиғлап, қайғу-һәсрәттин бешини йепивелип, ялаң аяқ пети зәйтун теғиға чиқишқа башлиди. Униң һәмралириму башлирини йепивелип жиғлап меңишти.

31 Давутниң мәслиһәтчиси Ахитофәлниң Абсалом тәрәпкә өтүп кәткәнлик хәвири Давутқа йетип кәлгәндә, Давут Пәрвәрдигарға: «Әй Пәрвәрдигар, Ахитофәлниң көрсәткән мәслиһәтлирини әхмиқанилиққа айландурувәткәйсән», дәп дуа қилди.

32 Давут тағниң бешиға, йәни кишиләр Худаға сәҗдә қилидиған йәргә йетип кәлгәндә, Арки җамаитидин болған Хушай кийимлирини житип, бешиға топа чачқан һалда уни шу йәрдә күтүвалди.

33 Давут униңға:

— Әгәр сән мән билән биллә маңсаң, маңа жүк болуп қалисән. 34 Сән Йерусалимға қайтип, Абсаломға: «Әй падиша алийлири, мән илгири атилириниң хизмәткари болғинимдәк, әнди силиниңму хизмәткарлири болушни халаймән», дегин. Шундақ қилсаң, Ахитофәлниң көрсәткән мәслиһитигә қарши чиқип, маңа ярдәм қилалайсән. 35 Роһаний Задоқ билән роһаний Әбиятарму шу йәрдә сән билән биллә болиду әмәсму?! Сән ордида аңлиғанлириңниң һәммисини уларға ейтип тур. 36 Уларниң оғуллири Ахимааз билән Йонатанму шу йәрдә. Улар арқилиқ аңлиғанлириңниң һәммисини маңа йәткүзсәң болиду, — деди.

37 Шундақ қилип, Давутниң дости Хушай Йерусалимға қайтип кәлди. Шу пәйттә Абсаломму Йерусалимға кириватқан еди.

16

Давут билән Зиба

Давут тағ чоққисидин ешип, әндила чүшүватқанда, Мифибошәтниң хизмәткари Зиба дегән адәмни учратти; Зибаниң йенида егәрләнгән икки ешиги бар болуп, ешәкләргә икки йүз нан, йүз очум кишмиш, йүз очум язлиқ мевиләр вә бир тулум шарап артилған еди.

Падиша Зибадин:

— Сән бу нәрсиләрни немигә елип кәлдиң? — дәп сориди.

— Ешәкләрни падишайимниң аилә әзалириниң минишигә, нан вә язлиқ мевиләрни яшларниң йейишигә, шарапни чөлдә һерип қалғанларниң ичишигә елип кәлдим, — дәп җавап бәрди Зиба.

— Ғоҗайиниң Саулниң нәвриси Мифибошәт қәйәрдә? — дәп сориди падиша йәнә униңдин.

— Мифибошәт: «Бүгүн исраил хәлқи маңа бовам Саулниң падишалиғини қайта тикләп бериду», дәп Йерусалимда қалди, — дәп җавап бәрди у.

— Мифибошәткә тәвә болған һәммә нәрсә әнди саңа тәвәдур, — деди падиша.

— Падиша алийлириниң алдида баш егип қуллири болай, илтипатлириға сазавәр болғаймән! — дәп җавап қайтурди Зиба.

Шимъиниң Давутни қарғиши

Давут Бахурим шәһиригә йетип кәлгәндә, Саул җамаитидин бир адәм униң алдиға чиқип кәлди. У Гераниң оғли болуп, исми Шимъи еди. У Давутниң йениға келиветип уни қарғиди. У Давут падиша вә униң әтрапидики адәмлиригә һәм мәхсус тәрбийиләнгән ләшкәрлиригә қаритип таш атти.

— Әй қанхор, әй яман инсан, йоқал! Йоқал бу йәрдин! — дәп уни һақарәтләп вақириди Шимъи, — Саул җамаитиниң қенини төккәнлигиң үчүн мана Пәрвәрдигар сени җазалаватиду. Сән Саулниң падишалиқ тәхтини тартивалған едиң, Пәрвәрдигар әнди уни оғлуң Абсаломға елип бәрди. Мана әнди қилғанлириң өзәңгә қайтти, әй қанхор!

Зируяниң оғли Абишай падишаға:

— Немишкә бу өлүк иштқа падишайи аләмни һақарәтләткүзимиз? Мән берип у бир неминиң каллисини үзүветәй, — деди.

10 — Һәй Зируяниң оғуллири, — деди Давут Абишай вә Йоабқа, — силәрниң бу иш билән немә мунасивитиңлар бар? Әгәр Пәрвәрдигар униңға: «Сән берип Давутни қарға» дегәнлиги үчүн у мени қарғиған болса, кимму униңға: «Сән немишкә бундақ қилисән?» дәләлисун?

11 Андин Давут Абишай вә өзиниң барлиқ адәмлиригә:

— Қараңлар, өзәмниң пуштидин болған оғлум җенимни алмақчи болуватқан йәрдә, Бинямин қәбилисидин болған бу адәм немә қилмайду? Пәрвәрдигар униңға шундақ қилишни буйриған, мәйлигә қоюветиңлар, қарғавәрсун! 12 Пәрвәрдигар мүшкүллүктә қалғанлиғимни көрүп, бүгүн бу адәмниң қарғашлири орниға маңа шәпқәт көрситипму қалар, — деди.

13 Шуниңдин кейин Давут адәмлири билән йолини давамлаштурди. Шимъи тағ бағрини бойлап Давут билән қатар маңғач, уни қарғап, униңға таш етип, топа чечип маңди. 14 Падиша вә униң һәмралири баридиған җайиға йетип кәлгәндә, һарғанлиқлирини һис қилишти-дә, шу йәрдә арам елишти.

Ахитофәлниң Абсаломға мәслиһәт бериши

15 Шу пәйттә Абсалом вә униңға әгәшкән пүтүн исраиллар Йерусалимға кирип болған еди. Ахитофәлму Абсалом билән биллә еди. 16 Давутниң дости Арки җамаитидин болған Хушай Абсаломниң йениға берип, униңға:

— Падиша алийлири яшиғайла! — деди.

17 Абсалом униңдин:

— Сениң достуңға көрсәткән меһир-шәпқитиң шуму? Немишкә достуң билән биллә кәтмидиң? — дәп сориди.

18 Хушай Абсаломға:

— Нәгиму бараттим? Мән Пәрвәрдигар вә бу хәлиқ, шундақла пүтүн исраиллар тәрипидин талланған адәмгә тәвәдурмән, мән сили билән биллә болимән. 19 Йәнә келип Давутниң оғли Абсаломдин башқа йәнә кимгиму хизмәт қилаттим? Атилириға қандақ хизмәт қилған болсам, силигиму шундақ хизмәт қилимән, — деди.

20 Шунда Абсалом Ахитофәлгә қарап:

— Немә қилишимиз керәк? Бир мәслиһәт бәргин, — деди.

21 — Сили атилири ордиға қарашқа қалдуруп кәткән тоқалларға йеқинлишила, шундақ қилсилири исраил хәлқи силиниң өз атилирини шәрмәндә қилғанлиқлирини аңлайду, шуниң билән силигә әгәшкәнләрниң силини қоллаш қарари техиму қәтъий болиду, — деди.

22 Шундақ қилип, Абсаломға ординиң өгүзидә бир чедир тикилди. Абсалом исраил хәлқиниң көз алдидила атисиниң тоқаллири билән бир ястуққа баш қойди. 23 У чағларда кишиләргә Ахитофәлниң көрсәткән мәслиһәтлири Худадин кәлгән мәслиһәттәк билинәтти. Абсалом Ахитофәлниң бәргән мәслиһәтлирини худди Давут қобул қилғандәк қобул қилатти.

17

Ахитофәл Абсаломға йәнә:

— Иҗазәт бәрсилири, 12 миң адәмни талливалсам. Бүгүн кечидила йолға чиқип, Давутниң арқисидин қоғлап берип, у һерип-чарчап, үмүтсизләнгән вақтида һуҗум қилсам, у вә униң һәмралириниң һәммиси алақзадиликтә қачиду. Мән пәқәт падишаниң өзинила өлтүрүп, пүткүл хәлиқни силигә қайтуруп келимән. Сили қоғлап жүргән у адәм өлсила, хәлиқниң һәммиси өзлириниң янлириға қайтип келиду, хәлиқму аман қалиду, — деди.

Ахитофәлниң бу мәслиһити Абсаломғиму, барлиқ исраил ақсақаллириғиму яқти.

Хушайниң Ахитофәлниң планини бузуши

— Арки җамаитидин болған Хушайниму чақирип келиңлар, униң немә дәйдиғанлиғиниму аңлап бақайли, — деди Абсалом.

Хушай Абсаломниң алдиға кәлди. Абсалом униңға Ахитофәлниң мәслиһитини ейтип бәрди вә униңдин:

— Биз униң дегинидәк қилсақ боларму? Болмиса, сән пикриңни дәп бақсаң, — дәп сориди.

— Ахитофәлниң бу қетимқи мәслиһити яхши болмапту, — дәп җавап бәрди Хушай, — өзлиригә мәлумки, атилири вә униң адәмлири маһир җәңчиләр болуп, улар худди балилири булап кетилгән даладики чиши ейиқтәк ғәзәпкә толғандур. Йәнә келип атилири бир тәҗрибилик җәңчи, кечидә у ләшкәрләр билән биллә ятмайду. Шу пәйттә у бир өңкүрдә яки башқа бир йәрдә йошурунуп жүриду. Атилири Давут силиниң адәмлиригә биринчи болуп һуҗум қилип, адәмлиридин бәзилири өлтүрүлсә, буни аңлиғанлар: «Абсаломниң адәмлири қирилипту!» дейишиду. 10 У чағда һәтта шир жүрәк қәһриманларму қорқунуч ичидә қалиду. Чүнки пүтүн исраил хәлқи атилириниң маһир җәңчи екәнлигини, униң адәмлириниң батур екәнлигини билиду. 11 Мәслиһитим шуки, Дан шәһиридин Бәәршәба шәһиригичә болған пүтүн исраиллар силиниң әтраплириға топлансун, исраиллар деңиз яқисидики қумдәк көп. Уларни сили өзлири җәңгә башлиғайла. 12 Бу чағда Давут падиша мәйли қәйәрдә йошурунуп жүрмисун, биз худди йәр йүзигә чүшкән шәбнәм пүтүн зиминни қаплиғандәк униң үстигә бастуруп баримиз. Давут вә униң адәмлиридин бириниму тирик қалдурмаймиз. 13 Давут чекинип бирәр шәһәргә киривалса, биз пүтүн исраиллар ағамчиларни елип келип, һәтта кичиккинә бир тал ташниму қалдурмай, у шәһәрни тартип апирип сайға чүшириветимиз.

14 Абсалом вә исраилларниң һәммиси: «Хушайниң мәслиһити Ахитофәлниңкидин яхши екән», дейишти. Сәвәви Пәрвәрдигар Абсаломни бала-қазаға дучар қилиш мәхситидә Ахитофәлниң яхши мәслиһитиниң бузулуп кетишини қарар қилған еди.

Давутниң агаһландурулуши вә қечип кетиши

15 Хушай Ахитофәлниң Абсалом вә исраил ақсақаллириға қандақ мәслиһәт бәргәнлигини, өзиниңму уларға қандақ мәслиһәт бәргәнлигини роһаний Задоқ билән Әбиятарға дәп бәрди. 16 У йәнә:

— Әнди силәр дәрһал Давутқа адәм әвәтип, униңға: «Бүгүн кечидә даладики дәриядин өтидиған җайда турмай, һазирла Иордан дәриясидин өтүп кәтсилә, ундақ болмиса, падиша өзлири һәм адәмлириму йоқитилиду», дәп мәлумат бериңлар, — деди.

17 Бу чағда Әбиятарниң оғли Йонатан билән Задоқниң оғли Ахимааз өзлириниң шәһәргә кириватқанлиғини башқиларниң көрүп қелишидин қорқуп, Йерусалимниң тешидики Рогел булиғиниң бойида күтүп турушти. Бир хизмәтчи қиз уларға хәвәр әкелип туратти, улар болса аңлиғанлирини берип Давут падишаға йәткүзүп туратти.

18 Лекин бир қетим уларни бир жигит көрүп қелип, берип Абсаломға ейтип қойди. Шуниң билән у иккиси иштик у йәрдин айрилип, Бахуримдики бириниң өйигә барди. У адәмниң һойлисида бир қудуқ бар болуп, улар шу қудуқниң ичигә чүшүвалди. 19 Өй егисиниң аяли уларниң сезилип қалмаслиғи үчүн қудуқниң ағзиға бир палас йепип, үстигә башақ йейитип қойди.

20 Абсаломниң адәмлири бу өйгә уларни издәп келип, у аялдин:

— Ахимааз билән Йонатанни көрдиңизму? — дәп сориди.

Аял уларға:

— Улар дәриядин өтүп кәтти, — дәп җавап бәрди.

Абсаломниң адәмлири уларни издәп тапалмиғандин кейин, Йерусалимға қайтип кетишти.

21 Улар кәткәндин кейин, иккиси қудуқтин чиқип Давут падишаниң йениға берип, Ахитофәлниң Абсаломға Давут вә униң адәмлиригә қарши мәслиһәт бәргәнлигини ейтти һәм уларға:

— Қени, һазирла дәриядин өтүп кетиңлар, — деди. 22 Шуниң билән Давут вә униң адәмлири Иордан дәриясидин өтүшкә башлиди. Таң атқанда дәриядин өтүп болалмиған бирму адәм қалмиди.

23 Ахитофәл өз мәслиһитиниң қобул қилинмиғанлиғини көрүп, ешигини егәрләп өз жутиға қайтти. Аилисидики ишлирини орунлаштуруп болғандин кейин, есилип өлүвалди. Җәсиди ата-бовилириниң қәбирстанлиғиға қоюлди.

24 Давут Маханайим шәһиригә йетип барған чағларда, Абсалом вә униңға әгәшкән исраиллар Иордан дәриясидин кесип өтти. 25 Абсалом Йоабниң орниға Амасани қошуниниң беши қилип тайинлиди. Амаса болса исмаиллардин болған Йәтәрниң оғли еди. Униң аниси Абигал Нахашниң қизи болуп, у Йоабниң аниси Зируяниң сиңлиси еди. 26 Абсалом билән исраиллар Гилъадта баргаһ тикти.

27 Давут Маханайимға йетип барған чағда, уни аммонларниң Раббаһ шәһиридин болған Нахашниң оғли Шоби, лодибарлиқ Аммиелниң оғли Макир вә Рогилимда олтиришлиқ гилъадлиқ Барзиллайлар күтүвалди. 28-29 Улар: «Давут вә униң адәмлири чөлдә жүрүп һерип, қосақлири ечип уссап кәткәнду», дәп ойлап, йотқан-көрпиләр, тавақлар, сапал қачилар, буғдай, арпа, ун, қомач, почақ, маш, һәсәл, сүзмә, қурут-иримчик вә қойларни елип кәлгән еди.

18

Абсаломниң мәғлуп болуп өлүши

Давут йенидики адәмлирини бир җайға жиғип, улар үстидин ләшкәр башлири тайинлиди, бәзилири миң ләшкәргә башлиқ болса, бәзилири йүз ләшкәргә башлиқ болди. У адәмлириниң үчтин бирини Йоабниң қолиға, үчтин бирини Йоабниң акиси, йәни Зируя исимлиқ аялниң оғли Абишайниң қолиға, қалған үчтин бирини гатлиқ Иттайниң қолиға тапшуруп, уларни җәңгә атландурди. Давут уларға:

— Мәнму силәр билән биллә җәңгә чиқимән, — деди.

Адәмлири униңға:

— Өзлири җәңгә чиқсила болмайду. Әгәр биз җәңдә қечишқа тоғра келип қалсақ, дүшмәнлиримиз бизгә пәрва қилмайду, һәтта бизниң йеримимиз җәңдә өлсәкму уларға бәрибир. Өзлири биздәктин 10 миңға әрзийла. Шуңа әң яхшиси өзлири шәһәрдә қелип бизгә ярдәмчи әвәтип турғайла, — дейишти.

Падиша Давут уларға:

— Силәрчә қандақ қилсам яхши болса шундақ қилай! — деди.

Ләшкәрләр йүз кишилик вә миң кишилик қошун болуп җәңгә атланғанда, падиша шәһәр дәрвазисиниң йенида турди.

Падиша Давут Йоаб, Абишай вә Иттайға:

— Мениң һөрмитим үчүн Абсалом дегән жигиткә яхши муамилә қилиңлар, — дәп буйриди.

Падишаниң Абсалом тоғрилиқ ләшкәр башлириға буйруған гепини ләшкәрләрниң һәммиси аңлиди.

Шуниң билән Давутниң адәмлири исраиллар билән җәң қилиш үчүн далаға чиқти. Җәң Әфрайим орманлиғида болди. Давутниң адәмлири исраилларни мәғлуп қилди. У күни чоң қирғинчилиқ болуп 20 миң киши өлтүрүлди. Җәң пүтүн әтрапқа йейилди. Шу күни ормандики хәтәрләрдә өлгәнләрниң сани җәңдә өлгәнләрниң санидин көп болди.

Абсалом Давутниң адәмлиригә дуч келип қалди. У чағда Абсалом хечирға минип қечип кетивататти. Хечир шахлири наһайити қоюқ өскән чоң бир пистә дәриғиниң астидин өткәндә, Абсаломниң беши дәрәқ шахлириниң арисиға кирип қалди. Хечир чапқан пети кетивәрди, Абсалом болса дәрәқкә есилип қалди. 10 Давутниң адәмлиридин бири уни көрүп қелип, берип Йоабқа:

— Мән Абсаломниң бир пистә дәриғиниң шахлириға есилип қалғанлиғини көрдүм, — деди.

11 Йоаб хәвәр елип кәлгән адәмгә:

— Уни көргән болсаң немишкә шу йәрдила өлтүрүвәтмидиң? Саңа он күмүч тәңгә билән бир бәлбағ мукапат қилған болаттим, — деди.

12 Һелиқи адәм Йоабқа мундақ деди:

— Маңа һәтта миң күмүч тәңгә бәрсилиму, падишаниң оғлиға қарши қолумни көтәрмәймән. Чүнки биз һәммимиз падишаниң силигә вә Абишай билән Иттайға: «Мениң һөрмитим үчүн Абсалом дегән жигиткә яхши муамилә қилиңлар», дәп буйруғанлиғини аңлиғанмиз. 13 Әгәр падишаға хиянәт қилип оғлини өлтүрсәм, падиша чоқум кимниң уни өлтүргәнлигини тапиду. У чағда силиму өзлирини мәндин чәткә алидила.

14 Йоаб җававән:

— Сән билән бу йәрдә вақтимни өткүзмәй, — деди-дә, қолиға үч данә нәйзә елип, у йәргә барди. Абсалом техи тирик һалда пистә дәриғигә есилип турған вақтида, Йоаб келип, униң жүригигә нәйзиләрни тиқивәтти.

15 Андин Йоабниң он нәпәр қурал-ярақ көтәргүчиси Абсаломни қоршавелип, уни уруп өлтүрүвәтти.

16 Йоаб җәңни тохтитиш үчүн бурға чалдурди, адәмлири исраилларни қоғлаштин тохтап арқилириға қайтишти. 17 Улар Абсаломниң җәсидини дәрәқтин чүширип, ормандики чоң бир чоңқурлуққа ташлавәтти вә үстигә егиз қилип таш догилап қойди. Абсаломға әгәшкән исраилларниң һәммиси өз өйлиригә қечип кетишти.

18 Абсалом һаят вақтида: «Намимни давамлаштуридиған оғлум йоқ», дәп «Падиша җилғиси» дегән йәрдә өзигә атап бир таш хатирә орнитип, униңға өз намини бәргән еди. Бу таш хатирә таки һазирғичә «Абсалом хатириси» дәп атилип кәлмәктә.

Давутниң оғли Абсаломға матәм тутуши

19 Задоқниң оғли Ахимааз Йоабқа:

— Иҗазәт бәрсиңиз, мән тез берип падишаға: «Пәрвәрдигар силини дүшмәнлириниң қолидин қутқузди», дәп хуш хәвәр йәткүзәй, — деди.

20 — Яқ, — деди Йоаб, — падишаниң оғли өлди, бүгүн сән хәвәр елип бармайсән. Башқа күни хәвәр йәткүзсәң болиду, лекин бүгүн әмәс.

21 Шуниңдин кейин Йоаб кушлардин биригә:

— Сән берип көргәнлириңни падишаға ейтқин, — деди.

У адәм Йоабқа тазим қилди-дә, жүгрәп кәтти.

22 Лекин Задоқниң оғли Ахимааз Йоабқа йәнә:

— Мәйли немә болса болсун, мениңму кушлардин болған әву адәм билән биллә беришимға рухсәт қилсиңиз, — дегән еди,

Йоаб:

— Сән немишкә баримән, дәп турувалисән? Оғлум, сән хәвәр йәткүзүп мукапатқа еришәлмәйсән, — деди.

23 Ахимааз йәнә:

— Мәйли немә болса болсун, жүгрәпла барай! — дәп турувалди.

— Бопту барғин! — деди Йоаб.

Шуниң билән Ахимааз Иордан түзләңлигини бойлап жүгрәп, һелиқи кушлардин болған адәмдин өтүп кәтти.

24 Давут бу чағда шәһәрниң ичкирики вә ташқириқи дәрвазилириниң оттурисида олтиратти. Күзәтчи сепилниң үстигә чиқти. У дәрвазиниң өгүзидә туруп, әтрапқа қарап бир адәмниң ялғуз жүгрәп келиватқанлиғини көрди вә 25 падишаға бу һәқтә вақирап хәвәр йәткүзди. Падиша:

— У ялғуз болса, чоқум яхши хәвәр йәткүзгили келиватқан адәм, — деди.

У адәм йеқинлап кәлгәндә, 26 күзәтчи йәнә бир адәмниң жүгрәп келиватқанлиғини көрүп, дәрвазивәнгә қарап:

— Қараңла, йәнә бир адәм ялғуз жүгрәп келиватиду! — дәп вақириди.

— Уму чоқум яхши хәвәр йәткүзгили келиватқан адәм, — деди падиша.

27 — Мениңчә алдида жүгрәп келиватқан адәмниң жүгриши Задоқниң оғли Ахимаазниң жүгришигә охшайдикән, — деди күзәтчи.

— У яхши адәм, чоқум яхши хәвәр елип келиватиду, — деди падиша.

28 Ахимааз падишаға жуқури авазда:

— Теч-аман болғайла, — дәп вақириди. У йәргә баш қоюп падишаға тазим қилғандин кейин, мундақ деди:

— Падиша алийлириға қарши исиян көтәргәнләр үстидин ғалибә қилишлириға муйәссәр қилған Пәрвәрдигар Худалириға һәмдусаналар болғай.

29 — Яш жигит Абсалом аман-есәнму? — дәп сориди падиша.

— Йоаб кушлардин болған хизмәткарлирини вә мән, қулини йолға салған чағда, қалаймиқанчилиқ болуп кетип немә иш болғанлиғини биләлмидим, — дәп җавап бәрди Ахимааз.

30 — Бопту әмсә, бир чәттә күтүп тур, — деди падиша униңға.

Ахимааз бир чәткә берип турди.

31 Шу арилиқта һелиқи кушлардин болған адәм йетип кәлди.

— Падиша алийлириға яхши хәвәр елип кәлдим. Бүгүн Пәрвәрдигар өзлирини силигә қарши исиян көтәргәнләр қолидин қутқузди! — деди у.

32 Падиша униңдин:

— Яш жигит Абсалом теч-аманму? — дәп сориди.

— Падиша алийлириниң дүшмәнлириниң, йәни өзлиригә қарши чиққанларниң тәғдири әшу яш жигитниң тәғдиридәк болғай, — дәп җавап бәрди кушлардин болған һелиқи адәм.

33 Падиша һәсрәт ичидә дәрваза үстидики балиханиға чиқип, қайғуруп жиғлап кәтти. У балиханиға чиққач:

— Оғлум Абсалом! Сениң орнуңда мән өлсәм болмасмиди, оғлум, аһ җеним оғлум Абсалом, оғлум Абсалом! — дәп пәрият қилди.*


*18:33 Әсли қолязмиларда ушбу айәт 19-бабниң 1-айитигә тоғра келиду.


19

Йоабниң Давутқа нәсиһәт қилиши

Йоабқа «Падиша Давут Абсалом үчүн көз йеши төкүп, һаза тутуватиду» дегән хәвәр йетип кәлди.

Давутниң адәмлири падишаниң өз оғли үчүн һаза тутуватқанлиғини аңлиғанда, уларниң шу күндики җәң ғалибиси қайғуға айланди. У күни улар худди җәңгаһтин шәрмәндиләрчә қечип кәлгән ләшкәрләрдәк, шәһәргә җим-җит кирип келишти.

Падиша йүзини йепивелип:

— Аһ, оғлум Абсалом! Оғлум, аһ җеним оғлум! — дәп үнлүк жиғлавататти.

Йоаб өйгә кирип падиша билән көрүшүп мундақ деди:

— Бүгүн өзлириниң, шундақла оғул-қизлириниң, хотунлириниң вә тоқаллириниң һаятини қутқузған барлиқ адәмлирини хиҗаләтчиликкә қойдила. Сили өзлиригә өч адәмләргә амрақ, амрақ адәмләргә өч екәнла. Бүгүн ләшкәр башлири вә ләшкәрлириниң өзлириниң алдилирида һеч нәрсигә әрзимәйдиғанлиғини ашкарилидила. Мән шуни билдимки, әгәр бүгүн Абсалом һаят қелип, қалғанлиримизниң һәммиси өлүп кәткән болсақ, сили хошал болидикәнла. Әнди ташқириға чиқип, адәмлириниң көңлини алғайла. Мән Пәрвәрдигарниң алдида қәсәм қилимәнки, әгәр чиқмисила, бүгүн кечә янлирида бирму адәм қалмайду. Бу иш яш чағлиридин тартип таки һазирғичә, һаятлирида башлириға кәлгән әң чоң бала-қаза болиду.

Шуниң билән падиша орнидин қопуп, дәрваза алдиға берип олтарди. Пүтүн хәлиқ падишаниң шәһәр дәрвазиси алдида олтарғанлиғини аңлап, униң алдиға йетип келишти. Абсаломға әгәшкән исраиллар болса өйлиригә қечип кәтти.

Исраилниң һәрқайси қәбилилиридин болған кишиләр өзара талаш-тартиш қилишип: «Падиша бизни дүшмәнлиримиздин халас қилған, филистийәликләрниң қолидин қутқузған. У Абсаломдин қечип, жуттин кетип қалған. 10 Биз өзимизгә баш қилип тайинлиған Абсалом җәңгаһта өлүпту. Әнди немишкә Давутниң қайтип келип бизгә падиша болушини тәләп қилмаймиз?» дейишти.

Давутниң Йерусалимға қайтип келиши

11 Исраилларниң сөзлири Давут падишаниң қулиғиға йәтти. У роһаний Задоқ билән Әбиятарни Йәһуда қәбилисиниң ақсақаллиридин: «Силәр немишкә падишани ордисиға қайтуруп келишни кәйнидә созуватисиләр? 12 Силәр мениң җигәрим, қан қериндашлирим туруп немишкә мени қайтуруп келиштә суслуқ қилисиләр?» дәп сорап келишкә әвәтти.

13 Давут уларға йәнә: «Сән мениң җигәрим, қан қериндишим. Сени һазирдин башлап Йоабниң орниға қошунниң беши қилмисам, Худа мени еғир җазалисун!» дегән сөзләрни Амасаға йәткүзүшни тапилиди.

14 Шундақ қилип, Давут Йәһуда қәбилисидикиләрниң һәммисини өзигә майил қилди. Йәһуда қәбилисидикиләр падишаға: «Һәммә адәмлирини әгәштүрүп, қайтип кәлсилә», дәп хәвәр беришти. 15 Падиша қайтип, Иордан дәрияси бойиға йетип кәлди. У «Падишани қарши елип, Иордан дәриясидин өткүзәйли», дәп Гилгалға кәлгән Йәһуда қәбилисидикиләр билән көрүшти.

Шимъи билән Зибаниң падишани қарши елишқа чиқиши

16 Бинямин қәбилисидин болған Гераниң оғли бахуримлиқ Шимъи Йәһуда қәбилисидикиләр билән биллә падиша Давутни күтүвелиш үчүн, Иордан дәрияси бойиға беришқа алдириди. 17 Униң йенида Бинямин қәбилисидин миң киши бар болуп, уларниң ичидә Саул аилисиниң хизмәткари Зиба, униң он бәш оғли вә жигирмә хизмәткари бар еди. Улар падиша билән көрүшүш үчүн Иордан дәрияси бойиға тездин йетип беришти.

18 Улар: «Падиша җамаитини дәриядин өткүзәйли, униң һәммә тәләплирини орунлайли», дәп дәриядин өтидиған җайниң у қирғиғиға өтүшти. Бу чағда падиша дәриядин өтәй дәп туратти, Гераниң оғли Шимъи падишаниң алдида тазим қилип:

19 — Әй падиша алийлири, Йерусалимдин чиққан күни мән, қуллири өткүзгән гунани маңа һесап қилмиғайла, уни әслиридә сақлимай, көңүллиридин чиқиривәткәйла. 20 Мән, қуллири гуна қилғанлиғимни билдим, шуңа Исраил қәбилилири ичидә биринчи болуп падиша алийлирини күтүвелишқа кәлдим, — деди.

21 Бу чағда Зируя исимлиқ аялниң оғли Абишай:

— Пәрвәрдигар таллиған падишани қарғиғанлиғи үчүн Шимъи өлтүрүлсун, — деди.

22 Лекин Давут:

— Әй Зируяниң оғуллири, ким силәрниң пикриңларни сорапту! Бүгүн худди дүшминимдәк иш қиливатисиләр, мән һазир Исраилниң падишасидурмән. Бүгүн Исраилда һечким өлтүрүлмәйду, — деди 23 вә Шимъигә қарап қәсәм ичип:

— Сән һәргиз өлтүрүлмәйсән, — деди.

Мифибошәтниң Давут алдида өзини ақлиши

24 Саулниң нәвриси Мифибошәтму падишани күтүвелишқа кәлгән еди. У падиша қачқан күндин таки падиша аман-есән қайтип кәлгән күнгичә, йә путлирини, йә кийимлирини жуймиған, йә сақал-бурутлириниму алдурмиған еди.

25 У Йерусалимдин падишани күтүвелишқа кәлгәндә падиша униңдин:

— Әй Мифибошәт, сән немишкә мән билән биллә кәтмидиң? — дәп сориди.

26-27 — Әй падиша алийлири, қуллири току болғанлиғим үчүн хизмәткарим Зибаға: «Ешәкни егәрлә, мән ешәккә минип падиша билән биллә кетимән», дегән едим. Лекин у мени алдапла қалмастин, бәлки падиша алийлири алдида мени қарилапту. Амма падиша алийлири Худаниң пәриштисигә охшайла. Шуңа өзлиригә қандақ қилиш мувапиқ болса, шундақ қилғайла. 28 Бовамниң пүтүн җамаитидикиләр падиша алийлириниң алдида өлүмгә мәһкүм кишиләрдур, амма өзлири маңа дәстиханлиридин таам йейиш имтиязини бәрдилә. Мениң өзлиридин буниңдин артуқ бир нәрсә сорашқа йәнә немә һәққим болсун? — дәп җавап бәрди Мифибошәт.

29 — Өз ишлириң тоғрилиқ ейтқиниң йетәр, — деди падиша, — Саулниң зиминини Зиба иккиңлар тәң бөлүвелиңлар, дәп буйруймән.

30 Мифибошәт болса падишаға:

— Падиша алийлири, ордиға аман-есән қайтип кәлдилә, шуниң өзи маңа купайә. Һәммә зиминни Зиба алсун, — деди.

Барзиллайниң Давут билән хошлишиши

31 Гилъадлиқ Барзиллайму падишани Иордан дәриясидин өткүзүп қоюш үчүн Рогилимдин кәлгән еди. 32 Барзиллай сәксән яшқа киргән, наһайити қерип қалған адәм еди. У бай адәм болуп, падиша Маханайимда турған чеғида, падишани озуқ-түлүк билән тәминләп турған еди.

33 — Дәриядин мән билән биллә өтүп, Йерусалимға бериң, — деди падиша Барзиллайға, — мән һалиңиздин хәвәр алимән.

34 Лекин Барзиллай падишаға:

— Сили билән Йерусалимға барғудәк, йәнә қанчилик өмрүм қалди дәйла? 35 Мән сәксән яшқа кирдим, мән үчүн һазир җапа билән раһәтниң пәрқи йоқ. Йәп-ичкәнниң тәмини сезәлмәймән, әр-аял нахшичиларниң авазини аңлалмаймән. Шундақ екән, мән немидәп йәнә падиша алийлириға жүк болай? 36 Мән пәқәт силини Иордан дәриясидин өткүзүп, өзлиригә бир аз һәмра болай дедим, халас. Мән унчилик мукапатлинишқа әрзимәймән. 37 Өз шәһиримдә өлүп, ата-анамниң йенида йетишим үчүн, қайтип кетишимгә рухсәт бәргәйла. Мана, бу йәрдә оғлум Кимһам турупту, у силиниң хизмәтлиридә болсун. Уни өзлири билән биллә елип маңғайла. Униңға қандақ муамилә қилишни мувапиқ дәп көрсилә, шундақ муамилә қилғайла! — деди.

38 — Кимһам мән билән биллә дәриядин өтсун. Униңға қандақ муамилә қилишни халисиңиз, шундақ муамилә қилай. Мәндин өзиңиз үчүн немини тәләп қилсиңиз, шуни бәҗа кәлтүрәй, — деди падиша.

39 Шуниңдин кейин падиша вә униң адәмлириниң һәммиси Иордан дәриясидин өтти. Падиша Барзиллайни сөйүп униңға бәхит тилиди. Андин Барзиллай өз жутиға қайтип кәтти.

Исраил билән Йәһудийә оттурисидики талаш-тартиш

40 Падиша дәриядин өтүп, Гилгалға қарап кәтти. Кимһамму падиша билән биллә еди. Пүтүн Йәһуда қәбилисидикиләр вә исраилларниң йерими падишаниң сәпиридә униңға һәмра болди. 41 Пүтүн исраиллар падишаниң йениға келип наразилиқ билдүрүп:

— Немә үчүн бурадәрлиримиз болған Йәһуда қәбилисидикиләр силини елип қечип, адәмлири, шундақла хотун вә бала-җақилири билән Иордан дәриясидин өткүзиду? — дейишти.

42 Пүтүн Йәһуда қәбилисидикиләр исраилларға:

— Давут падиша бизниң қан қериндишимиз болғачқа шундақ қилдуқ. Силәр немидәп бу ишқа хапа болисиләр? Биз падишаниң һесавиға бир нәрсә йәптуқму? Яки падиша бизгә бирәр мукапат бериптиму? — деди.

43 — Исраилниң он қәбилиси бар, — дәп җавап бәрди улар Йәһуда қәбилисидикиләргә, — шуңа силәргә қариғанда Давут падишада бизниң он һәссә һәққимиз бар. Шундақ екән, силәр немишкә бизни мәнситмәйсиләр? Йәнә келип «Падишайимизни қайтуруп келәйли» дәп, биз биринчи болуп ейтқан әмәсмидуқ?

Муназирә җәриянида Йәһуда қәбилисидикиләрниң сөзлири исраилларниңкигә қариғанда қопал болди.

20

Шибаниң исиян көтириши

Шу чағда Бинямин қәбилисидин болған Бикриниң оғли Шиба дегән бир осал адәм шу йәрдә еди. У бурға челип:

«Йишайниң оғли Давутниң бизгә өткүзүп қойған һәққи йоқ,

Бизниң һәм униңда қәрзимиз йоқ.

Һәй исраиллар, һәммимиз өз өйлиримизгә қайтайли!» деди.

Шуниңдин кейин барлиқ исраил хәлқи Давутни ташлап, Бикриниң оғли Шибаға әгишип кәтти. Йәһуда қәбилисидикиләр болса өзлириниң падишасиға садиқ болуп, Иордан дәриясидин Йерусалимға қәдәр униңға әгишип кәлди. Давут падиша Йерусалимдики ордисиға қайтип келип, ордини сақлашқа қалдурған он тоқални мәхсус бир өйгә орунлаштуруп, нәзәрбәнд астиға алди. Давут падиша уларниң турмушиға қариди, лекин бирәрси билән биллә болмиди. Улар таки өмриниң ахириғичә нәзәрбәнд астида тул хотунлардәк яшиди.

Шуниңдин кейин Давут падиша өз қошуниниң беши Амасаға:

— Үч күн ичидә Йәһуда қәбилисидикиләрни һозурумға җәм қил. Өзәңму бу йәрдә бол, — деди.

Амаса Йәһуда қәбилисидикиләрни җәм қилғили кәтти. Лекин у бәлгүләнгән вақит ичидә қайтип кәлмиди.

Шуңа Давут Абишайға:

— Бикриниң оғли Шиба бизгә Абсаломдинму еғир зиян елип келиду. Сән адәмлиримни башлап берип, униң кәйнидин қоғла. Болмиса у сепиллири мустәһкәм бир шәһәрни тепип киривелип, йошурунувалиду, — деди.

Шуниң билән Йоабниң адәмлири, киретләр билән пилетләрдин тәркип тапқан муһапизәтчиләр вә баһадирлар Абишай вә Йоабқа әгишип, Йерусалимдин йолға чиқип, Бикриниң оғли Шибани қоғлап маңди. Улар Гибъондики қорам ташниң йениға кәлгәндә, Амаса уларниң алдиға чиқти. Йоаб җәң кийимлирини кийгән болуп, белигә ғилаплиқ хәнҗәр есилған бәлбағ бағлиған еди.

У алдиға қарап маңғанда хәнҗәр сирилип чүшүп қалди.

— Яхшимусән қериндишим, — деди Йоаб Амасаға вә униң йүзини сөйүш үчүн оң қоли билән униң сақилини тутти. 10 Амаса Йоабниң сол қолидики хәнҗәрни байқимиди. Шу чағда Йоаб хәнҗирини униң қосиғиға тиқивәтти. Униң үчәй-қеринлири йәргә шалақлап чүшти. Амасаға иккинчи хәнҗәр урушниң һаҗити қалмиди. Униң җени дәрһал чиқти. Шуниңдин кейин Йоаб вә акиси Абишайлар Бикриниң оғли Шибани давамлиқ қоғлашқа маңди.

11 Йоабниң адәмлиридин бир яш жигит Амасаниң җәсиди йенида туруп:

— Ким Йоаб билән Давут тәрәптә турса, Йоабниң арқисидин маңсун! — деди.

12 Амасаниң җәсиди өз қениға милинип, чоң йолниң оттурисида ятатти. Һелиқи яш жигит өтүп кетиватқан һәрбир адәмниң җәсәтни көргәндә, униңға қарап туруп қалғанлиғини көрүп, җәсәтни йолдин сөрәп етизға апирип, үстини бир чапан билән йепип қойди. 13 Җәсәт чоң йолдин йөткәветилгәндин кейин, һәммиси Йоабқа әгишип, Бикриниң оғли Шибаниң кәйнидин қоғлап кәтти.

14 Шу чағда Шиба барлиқ Исраил қәбилилириниң зиминлирини бесип өтүп, Бәйт-Маакадики Абел шәһиригә йетип кәлди. Бикри қәбилисидикиләрниң һәммиси жиғилип, Шибаға әгишип шәһәргә биллә киргән еди. 15 Йоаб вә униң адәмлири Шибаниң Бәйт-Маакадики Абел шәһиридә екәнлигини аңлап, у йәргә берип, шәһәрни қоршавалди. Улар шәһәр сепилигә йөләп топа догилиди вә сепилни уруп бузушқа башлиди.

16 Шу пәйттә бир дана аял шәһәр ичидин:

— Аңлаңлар, аңлаңлар! Йоабқа дәңлар, бу яққа кәлсун, униңға дәйдиған гепим бар! — дәп вақириди.

17 Йоаб һелиқи аялға йеқинирақ кәлди.

— Сили Йоаб боламла? — дәп сориди аял.

— Һә, мән шу, — деди Йоаб.

— Мән, қуллириниң гепигә қулақ салғайла! — деди аял.

— Һә, аңлаватимән! — деди Йоаб.

18 Аял гепини давам қилип:

— Қедимкиләр: «Мәслиһәтни Абелда ал, барлиқ давалар унда һәл болар», дәптикән. 19 Биз Исраилниң течлиқпәрвәр, садиқ кишилиридинмиз. Сили Исраилниң бу ана шәһирини вәйран қилмақчи болдила. Сили немидәп Пәрвәрдигарға тәвә болғанни йоқ қилмақчи болуватидила? — деди.

20 — Худа сақлисун! — деди Йоаб, — мән бу шәһәрни һәргиз вәйран қилмақчи яки йоқ қилмақчи әмәсмән. 21 Һәргиз ундақ әмәс, Әфрайим тағлиқ районидин болған Бикриниң оғли Шиба дегән бир адәм Давут падишаға қарши исиян көтәргән еди. Пәқәт шу бир кишини тапшуруп бәрсәңларла болди, мән бу шәһәрдин кетимән.

— Болиду әмсә, у адәмниң каллисини сепилдин силигә ташлап беримиз, — деди аял.

22 Шуниң билән аял пүтүн шәһәр әһлигә өзиниң дана сөзлирини йәткүзди. Улар Бикриниң оғли Шибаниң каллисини кесивелип, Йоабқа ташлап бәрди. Йоаб бурғисини челиши билән адәмлири шәһәрдин чиқип, өз өйлиригә қайтишти. Йоаб Йерусалимға, йәни Давут падишаниң йениға кәтти.

Давутниң әмәлдарлири вә уларниң вәзипилири

23 Йоаб пүткүл Исраил қошуниниң беши, Йиһояданиң оғли Биная киретләр билән пилетләрдин тәркип тапқан муһапизәтчиләрниң командани, 24 Адорам һашарчиларни башқурғучи, Ахилудниң оғли Йиһошафат хатирилигүчи, 25 Шива хәтчи, Задоқ билән Әбиятар роһаний еди. 26 Яирлиқ Ира болса Давутниң хусусий роһанийи еди.

21

Гибъонлуқларниң Саул җамаитидин өч елиши

Давут тәхттики вақтида уда үч жил ачарчилиқ болди; Давут Пәрвәрдигарниң һозуриға берип, илтиҗа қилди. Пәрвәрдигар униңға:

— Саул гибъонлуқларни қирғин қилған. Бу ачарчилиққа Саул вә униң җамаитидикиләрниң әшу қанхорлуғи сәвәпликтур, — деди.

Гибъонлуқлар аморларниң қалдуқлири болуп, исраиллардин әмәс еди. Исраиллар илгири уларни өлтүрмәсликкә қәсәм қилған болсиму, лекин Саул Исраил вә Йәһудийә хәлқи үчүн қизиққанлиқ билән гибъонлуқларни йоқатмақчи болған. Давут падиша гибъонлуқларни чақиртип келип, улардин:

— Мән силәргә немә қилип берәй? Пәрвәрдигарниң хәлқигә бәхит тилишиңлар үчүн бу гунани қандақ жуяй? — дәп сориди.

— Биз Саул вә униң җамаитидикиләрдин нә алтун, нә күмүч тәләп қилмаймиз, бизниң исраиллардин бирәрсини өлтүрүш һоқуқимизму йоқ, — дәп җавап бәрди гибъонлуқлар.

— Ундақта, силәр немини тәләп қилсаңлар, мән шуни силәргә бәҗа кәлтүрүп берәй, — деди Давут падиша.

Улар Давутқа:

— Саул бизни Исраил тәвәсидә яшимисун, дәп қирип йоқитишни мәхсәт қилған еди. Шуңа униң әвладидин йәттә әр киши бизгә тапшуруп берилсун. Биз уларни Пәрвәрдигар гува болсун дәп, Гибъаһта, йәни Пәрвәрдигар таллиған падиша Саулниң шәһиридә өлтүримиз, — деди.

— Болиду, мән уларни қолуңларға тапшуруп берәй, — деди Давут падиша.

Саулниң нәвриси, йәни Йонатанниң оғли Мифибошәткә Давут падишаниң ичи ағриди, чүнки у Пәрвәрдигар гува болсун дәп, Саулниң оғли Йонатан билән қәсәм ичкән еди. Саулниң Армони вә Мифибошәт дегән оғуллири болуп, улар Айяһниң қизи Ризпаһтин туғулған еди. Саулниң қизи Мераб михолалиқ Барзиллайниң оғли Адраилдин бәш оғул көргән еди. Давут бу оғулларниң һәммисини гибъонлуқларниң қолиға тапшуруп бәрди. Гибъонлуқлар бу йәттә оғулни тағда, Пәрвәрдигарниң алдида өлтүрди, уларниң һәммиси биргә җан бәрди.

Бу вақиә йүз бәргәндә, арпа омиси әнди башланған еди. 10 Айяһниң қизи Ризпаһ җәсәтләрниң йениға берип, бир қорам ташниң үстигә мата рәхт яйди. У ома башланғандин тартип таки ома түгәп, җәсәтләрниң үстигә асмандин ямғур яққанға қәдәр җәсәтләрни күндүзи қарға-қузғунлардин, кечиси явайи һайванлардин қоғдиди.

11 Айяһниң қизи, йәни Саулниң тоқили Ризпаһниң қилған бу ишлири тоғрисидики хәвәр Давутқа йетип кәлгәндә, 12 Давут Гилъадтики ябешларниң рәһбәрлириниң йениға берип, Саул вә униң оғли Йонатанниң устиханлирини алди. (Филистийәликләр Гилбова теғида Саулни өлтүргән күни, униң вә оғлиниң җәсидини Бәйтшан мәйданиға есип қойған еди. Гилъадтики ябешлар у иккисиниң җәсидини у йәрдин оғрилап кәткән еди.) 13 Давут Саул билән Йонатанниң устиханлирини у йәрдин әкәлди, у йәнә өлтүрүлгән йәттә кишиниң устиханлириниму әкәлдүрди. 14 Андин Давут вә униң адәмлири бу устиханларни Бинямин жутидики Зелада Саулниң атиси Кишниң қәбирстанлиғиға қойди. Шундақ қилип, падишаниң буйруқлириниң һәммиси иҗра қилинди. Бу ишлардин кейин, Худа хәлқиниң өз зиминлири үчүн қилған дуалириға җавап бәрди.

Филистийәликләрниң төрт қетим мәғлуп қилиниши

15 Филистийәликләр билән исраиллар оттурисида йәнә уруш болди. Давут өз адәмлири билән бирликтә филистийәликләргә қарши урушқа атланди. Амма уруш җәриянида Давут һалсирап кәтти. 16 Рафаһ хәлқидин болған Йишби-Биноб исимлиқ бир палван Давутни өлтүрмәкчи болди. Униң нәйзисиниң учиниң еғирлиғи үч йерим кило келәтти, у йәнә белигә йеңи қилич есивалған еди. 17 Амма Зируя исимлиқ аялниң оғли Абишай Давутқа ярдәм бәрди. Абишай һелиқи филистийәлик палван билән елишип, уни өлтүрди. Бу чағда Давутниң адәмлири униңға:

— Исраилниң чириғини өчирип қоймаслиғимиз үчүн, буниңдин етиварән сили җәңгә қатнашсилири болмайду, — дейишти.

18 Шуниңдин кейин Гоб дегән йәрдә филистийәликләр билән йәнә бир қетим уруш болди. Бу қетимқи урушта хушаһлиқ Сиббикай рафаһ хәлқидин болған Саф исимлиқ бир палванни өлтүрди. 19 Гобта йүз бәргән филистийәликләр билән болған йәнә бир урушта бәйтләһәмлик Яирниң оғли Әлханан гатлиқ Голятниң қериндишини өлтүрди. Бу адәмниң нәйзисиниң дәстиси дәстигаһниң оқидәк йоған еди. 20 Кейин Гатта йәнә бир мәйдан уруш болди. Бу урушқа наһайити бәстлик бир адәм қатнашқан болуп, униң қол вә путида алтидин, җәми жигирмә төрт бармақ бар еди. Уму рафаһ хәлқидин еди. 21 Бу адәм исраилларни һақарәтлигәнлиги үчүн, Давутниң акиси Шаммаһниң оғли Йонатан уни өлтүрүвәтти. 22 Бу төрт филистийәлик палван Гат шәһиридики рафаһ хәлқидин болуп, уларниң һәммиси Давут вә униң адәмлири тәрипидин өлтүрүлди.

22

Давутниң мунаҗити*

Пәрвәрдигар Давутни барлиқ дүшмәнлири вә падиша Саулниң қолидин қутқузған күни Давут бу мунаҗәтни Пәрвәрдигарға оқуған:

2-3 Қорам тешим, Ниҗаткарим Пәрвәрдигардур,

Маңа пана болидиған гигант теғим, башпанайим,

Қалқиним, йеңилмәс Қутқазғучим Худайимдур.

У азат қилғучим, зораванлиқтин сақлиғучимдур.

Илтиҗа қилсам мәдһийиләр Егиси Пәрвәрдигарға,

Дүшмәнлирим қоллиридин қутқузулармән шундила.

Өлүм долқунлири оравалди мени,

Һалакәт сәллири бесивалди мени.

Гөристан зәнҗирлиридә бағландим,

Өлүм қапқанлириға дуч кәлдим.

Еғир азап ара илтиҗа қилдим Пәрвәрдигарға,

Ярдәм тәләп қилдим пәрият көтирип Худайимға.

Авазимни аңлиди Пәрвәрдигар дәргаһида,

Аһу-зарим йетип барди Униң қулиғиға.

Шу чағ зимин силкинип йәр тәвриди,

Асманниң һули титирәп, мидирлиди,

Чүнки Худа дәрғәзәпкә кәлгән еди.

Чиқти Худаниң бурнидин ис-түтәкләр,

Етилди Худаниң ағзидин от-лавилар,

Лавулдап көйәтти һәтта қип-қизил чоғлар.

10 Көкни йерип йәр таман чүшкәндә Худа,

Туратти қара булутлар айиғиниң астида.

11 У минип учти бир «керубқа*»,

Пәрваз қилди шамалниң қанатлирида.

12 Йепинча қилған еди У қараңғулуқни,

Ямғурниң қоюқ қара булутлири қоршап туратти Уни.

13 Йорутқан еди алдини парлақ нури,

Яғдуруп мөлдүр вә қип-қизил чоғларни.

14 Пәрвәрдигарниң авази гүлдүрләп асманда,

Яңритип авазини бүйүк Худа.

15 Тарқитивәтти Худа дүшмәнлирини, яғдуруп оқлирини,

Чақмақлар чақтуруп тери-перәң қилип уларни.

16 Пәрвәрдигарниң әйиплишидин,

Ғәзәплик нәписиниң зәрбисидин,

Көрүнүп қалди деңизниң теги,

Ечилип қалди зиминниң һули.

17 Пәрвәрдигар көктин сунуп қолини,

Чоңқур сулардин тартип алди мени.

18 Қутқузди мени вәһший дүшминимдин,

Маңа өч болғанлардин,

Чүнки улар күчлүк еди мәндин.

19 Апәтлик күнлиримдә һуҗум қилди улар маңа,

Пәрвәрдигар яр-йөлигим болди амма.

20 У мәндин хурсән болғач ниҗатлиқ бәрди маңа,

Елип чиқти мени һәм бехәтәр җайға.

21 Һәққанийлиғим үчүн яхшилиқ қилди Пәрвәрдигар,

Қолумниң паклиғидин соға бәрди маңа.

22 Чүнки меңип кәлдим Пәрвәрдигарниң йолида,

Яманлиқ қилип, хаинлиқ қилмидим Худайимға.

23 Көз алдимда болди дайим Униң барлиқ һөкүмлири,

Бир яққа қайрип қоймидим һәм Униң пәрманлирини.

24 Униң алдида әйипсиз болдум,

Өзәмни гуна қилиштин сақлидим.

25 Мән пак, һәққаний болғачқа,

Пәрвәрдигар соға бәрди маңа.

26 Вападарларға көрситисән вападарлиғиңни,

Һәққаний адәмләргә һәққанийлиғиңни.

27 Паклиғиңни көрситисән пак адәмләргә,

Лайиғида җавап қайтурисән нийити әгриләргә.

28 Қутқузисән чарисиз, бечариләрни,

Күзитип, йәргә урисән һакавурларни.

29 Пәрвәрдигар, Сән мениң һаятлиқ чириғимсән,

Пәрвәрдигар, зулмитимни йоруқлуққа айландурисән.

30 Саңа тайинип, дүшмән қошуниға һуҗум қилалаймән,

Әй Худайим, ярдимиңдә сепиллардин һалқип өтәләймән.

31 Худаниң йоли мукәммәл йолдур,

Униң ейтқан сөзлири һәқиқәттур.

Пана издигүчиләргә Худа бир қалқандур.

32 Пәрвәрдигардин башқа кимдур Худа?

Худайимиздин башқа ким болар қорам таштәк башпана?

33 Худадур мустәһкәм қорғиним,

Йолумни әйип-нуқсансиз қилғучи.

34 Кейикниңкидәк жүгрүк қилип У путлиримни,

Егиз тағларда һәм мәзмут турғузди мени.

35 Қоллиримни үгәтти У җәң қилишқа,

Биләклиримни мис оқ-яни тартишқа.

36 Әй Егәм, бәрдиң маңа ниҗатлиқ қалқиниңни,

Мулайимлиғиң йүксәк қилди мени,

37 Бехәтәр қилғач Сән басқан һәрбир қәдимимни,

Тейилмастин меңип жүримән йоллиримни.

38 Қоғлап жүрүп һалак қилдим дүшмәнлиримни,

Қайтмидим кәйнимгә йоқатмастин уларни.

39 Мән уларни йәнчивәттим, туралмас қайта,

Жиқилди улар путлиримниң астиға.

40 Җәңгә бағлидиң күч-қудрәт билән белимни,

Баш әгдүрдүң путлиримға маңа һуҗум қилғанларни.

41 Чекинишкә мәҗбур қилдиң дүшмәнлиримни,

Йоқаттим маңа өч болғанларни.

42 Улар төрт көз билән издисиму, чиқмиди қутқузидиғанлар,

Налә қилип ялвурсиму җавап бәрмиди Пәрвәрдигар.

43 Езивәттим уларни йәрдики топрақдәк,

Чәйләвәттим уларни кочидики патқақтәк.

44 Хәлқим билән қаршилишиштин сақлидиң мени.

Баш қилип кәлдиң мени ят әлләргә,

Қилмақта улар мениң хизмитимни.

45 Тәслим болиду ят әлләр шүмшийип алдимда,

Авазимни аңлаш билән бойсунар улар маңа.

46 Җасаритини йоқатқан ят әлләр,

Титиригән һалда қорғанлиридин чиқишар.

47 Мәңгү һаяттур Пәрвәрдигар!

У қорам тешимға ейтилсун һәмдусана,

Улуқлансун қорам таштәк Ниҗаткарим Худа!

48 Худадур қисас елип бәргүчи маңа,

Бойсундурғучидур хәлиқләрни қол астимға.

49 Қутқуздуң мени дүшмәнлиримдин,

Үстүн қилдиң маңа һуҗум қилғанлардин,

Қутулдурдуң һәм зораванлардин.

50 Әй Пәрвәрдигар, Саңа рәхмәт ейтимән ятлар алдида,

Мәдһийә күйи ейтимән намиңға.

51 Пәрвәрдигар ериштүрәр Өзи тиклигән падишани улуқ ғалибигә,

У беғишлар мәңгүлүк муһәббитини Өзи таллиған падишаға —

Та әбәт Давут вә униң әвлатлириға.


*22:0 Давутниң мунаҗати _ Зәбурниң 18-күйигә охшишип кетиду.

*22:11 Керуб _ әрштә яшайдиған интайин күчлүк бир хил қанатлиқ мәхлуқ. Әйни вақитта земинда бу мәхлуқниң икки һәйкили болған болуп, улар худаниң әһдә сандуқиниң үстигә орнитилған. Худаниң әһдә сандуқиниң йәнә бир исми «Худаниң тәхти» дур. «Тәврат. Аләмниң яритилиши» 3:24кә қаралсун.


23

Давутниң вәсийәтлири

Йишайниң оғли Давутни Худа йүксәк қилғандур, Яқуп етиқат қилип кәлгән Худа уни таллап падиша қилғандур. У Исраилниң сөйүмлүк мунаҗәтчисидур. Давутниң ахирқи сөзлири монулардин ибарәт:

Пәрвәрдигарниң Роһи мән арқилиқ сөзлиди,

Мениң тилимдидур Униң сөзлири.

Исраилларни таллиған Худа сөзлиди,

Йәни исраилларни қоғдап кәлгән қорам таш маңа шундақ дәйдуки:

«Хәлиқни адаләт билән башқурғучи,

Худадин әйминип һөкүм сүргүчи,

Охшар худди булутсиз сәһәрдики йеңи көтирилгән қуяшқа,

Охшар худди ямғурдин кейин от-чөпләрни пақиратқан қуяшқа».

Мениң җамаитим Худа алдида әйнә шундақ әмәсму?

Мән билән Худа мәңгүлүк келишим түзмигәнму?

Бу келишим толуқ рәтләнгән болуп, ишәнчликтур.

У мени азат қилар, арзу-арманлиримға йәткүзәр.

Охшар осал адәмләр ташлаветилгән тикәнгә,

Тутқили болмас уларни қолда.

Тикәнләрни тутушта, төмүр әсвап яки нәйзиниң сепи ишлитиләр

Вә улар ятқан йеридә көйдүрүлүп күли көккә сорулар.

Давутниң баһадирлири

Давутниң ләшкәрлири ичидики баһадирларниң исимлири төвәндикиләрдин ибарәт:

Биринчиси тахкимонлуқ Йошиб-Басшәбәт болуп, у «Үч баһадирниң» беши еди. Бир қетимлиқ җәңдә нәйзиси билән сәккиз йүз адәмни өлтүриду.

«Үч баһадирниң» иккинчиси Ахова уруғидин болған Додониң оғли Әлъазар еди. У урушушқа жиғилған филистийәликләргә қарши турушта Давут билән биргә болған болуп, кейин исраил ләшкәрлири чекинип кетиду. 10 Әлъазар өз орнида чиң туруп қоллириниң сиңирлири тартишип кәткичә филистийәликләрни қириду. Шу күни Пәрвәрдигар униңға зор ғалибә ата қилиду. Кейин исраил ләшкәрлири өлгән филистийәликләрни булаң-талаң қилиш үчүн йәнә қайтип келиду.

11 «Үч баһадирниң» үчинчиси һарарлиқ Агениң оғли Шаммаһ еди. Бир қетим филистийәликләр Ләхи дегән җайда бир почақ етизлиғиниң йениға жиғилиду, исраил ләшкәрлири бу чағда қечип кетиду. 12 Шаммаһ һелиқи етизлиқниң оттурисида чиң туруп, филистийәликләрни қириветиду вә етизлиқниму қоғдап қалиду. Шуниң билән Пәрвәрдигар исраилларға зор ғалибә ата қилиду.

13-14 Бир қетим ома вақтида Давутниң ләшкәрлири арисида «Оттуз баһадир» дәп аталған баһадирлардин «Үч баһадир» Давут билән көрүшүш үчүн «Адуллам» дегән ғарға бариду. Давут тағдики шу ғарда паналиниватқан еди.

Бу чағда филистийәлик ләшкәрләрниң бир қаравул отряди Рафайим җилғисида баргаһ қуриду, йәнә бир қисим филистийәликләр болса Бәйтләһәмни егиләвалиду.

15 Давут тәшналиқ билән:

— Бирәрси маңа Бәйтләһәмниң дәрвазиси йенидики қудуқтин су әкелип бәргән болса еди! — дәйду.

16 Һелиқи «Үч баһадир» филистийәликләрниң баргаһидин бесип өтүп, Бәйтләһәмниң дәрвазиси йенидики қудуқтин су тартип елип, суни Давутқа әкелип бериду. Лекин Давут суни ичишни халимай, уни Пәрвәрдигарға атап йәргә төкүветиду һәм:

17 — Әй Пәрвәрдигар, мени бу суни ичиштин сақлиғайсән. Бу су һаятини өлүмгә тикип қоюп, су алғили барған «Үч баһадирниң» қенидәк қиммәтлик әмәсму? — дәйду вә шу сәвәплик суни ичиштин баш тартиду. Мана бу «Үч баһадирниң» көрсәткән җасурлуқлиридур.

18 Зируя исимлиқ аялниң оғли, Йоабниң акиси Абишай «Оттуз баһадирниң» беши еди. У нәйзисини көтирип жүрүп бир қетимлиқ урушта үч йүз адәмни өлтүриду вә «Үч баһадирдәк» шөһрәткә еришиду. 19 У «Оттуз баһадирниң» ичидики әң даңлиғи болуп, уларниң беши еди. Бирақ у «Үч баһадирниң» ичидә әмәс еди.

20 Йиһояданиң оғли қабзиеллиқ Биная җасур җәңчи болуп, нурғун чоң ишларни қилиду. У моабларниң күчлүк ләшкиридин иккини өлтүриду. Қар яққан бир күни у ориға чүшүп, бир ширни өлтүриду. 21 У йәнә бәсти келишкән бир мисирлиқни өлтүриду. У мисирлиқниң қолида бир нәйзә бар еди. Биная мисирлиқниң йениға калтәк биләнла һуҗум қилип берип, униң қолидики нәйзисини тартивелип, әшу нәйзә билән уни өлтүриду. 22 Булар Йиһояданиң оғли Бинаяниң қилған ишлиридур. Шуңа уму «Үч баһадирдәк» шөһрәткә еришиду. 23 Униң даңқи «Оттуз баһадирниңкидин» үстүн болсиму, бирақ «Үч баһадирниң» ичидә әмәс еди. Давут Бинаяни муһапизәтчиләр башлиғи қилиду.

24 Төвәндикиләрму «Оттуз баһадирлардин» еди:

Йоабниң иниси Асаел,

Додониң оғли бәйтләһәмлик Әлханан,

25 хародлуқ Шаммаһ,

хародлуқ Әлиқа,

26 палатлиқ Хәләз,

Иққешниң оғли тиқовалиқ Ира,

27 анатотлуқ Абиәзәр,

хушаһлиқ Мибуннай,

28 аховахлиқ Залмон,

нитофалиқ Маһрай,

29 нитофалиқ Баананиң оғли Хеләб,

Бинямин қәбилисидин болған гибъаһлиқ Рибайниң оғли Итай,

30 пиръатонлуқ Биная,

Гааш сайлиғидин кәлгән Һиддай,

31 арабалиқ Аби-албон,

бахуримлиқ Азмавәт,

32 шаалбимлиқ Әляхба,

Яшенниң оғуллири вә Йонатан,

33 һарарлиқ Шаммаһ,

Шарарниң оғли һарарлиқ Ахиам,

34 маакалиқ Ахасбаниң оғли Әлифәләт,

җилолуқ Ахитофәлниң оғли Әлиам,

35 кармәллик Хәзро,

арбилиқ Паарай,

36 зобаһлиқ Натанниң оғли Йигал,

гадлиқ Бани,

37 аммонлардин болған Зәләқ,

бәәротлуқ Нахрай (Нахрай Зируяниң оғли Йоабниң қурал-ярақ көтәргүчиси еди),

38 йитрилардин болған Ира билән Гареб

39 вә хитлардин болған Урия.

Улар һәммиси болуп оттуз йәттә киши еди.

24

Давутниң ләшкәрләрни санап ройхәткә елиши

Исраилларға Пәрвәрдигарниң йәнә ғәзиви кәлди-дә, Давут падишани исраилларға қарши қоюп, униңға: «Сән берип Исраил вә Йәһудийәниң җәң қилишқа қадир адәмлирини санап чиқ!» деди.

Шуниң билән Давут өз қошуниниң беши Йоабқа буйруқ қилип:

— Силәр Исраилниң һәрқайси қәбилилирини Дандин таки Бәәршәбағичә арилап, җәң қилишқа қадир адәмләрни санап чиқиңлар, мән уларниң санини елишим керәк, — деди.

Һалбуки, Йоаб падишадин:

— Пәрвәрдигар Худалири ләшкәрләрниң һазирқи санини йүз һәссә ашурғай. Падиша алийлириға уларни өз көзлири билән көрүш несип болғай. Падиша алийлири, немә сәвәптин бундақ қилишни халап қалдила? — дәп сориди.

Лекин падишаниң сөзи Йоаб вә ләшкәр башлириниң сөзидин үстүн кәлди. Шундақ қилип, улар падишаниң һозуридин чиқип, исраилларниң ләшкәрлирини санашқа жүрүп кәтти.

Улар Иордан дәриясидин өтүп, дәрия вадисидики Ароер шәһиридә вә вадиниң оттурисидики башқа бир шәһәрдә ләшкәрләрни санашқа киришти. Кейин улар Гад зиминини бесип өтүп, у йәрдин Язер шәһиригичә барди. Кейин улар йәнә Гилъадқа вә хитларниң зиминидики Кадеш шәһиригә барди. Улар у йәрдин Дан-Яанға берип, Сидонни айлинип өтүп, Тир қорғиниға, кейин йәнә хивлар вә қананлиқларниң һәммә шәһәрлиригә барди. Ахирида улар Йәһудийәниң әң җәнубидики Бәәршәбаға йетип барди. Улар пүтүн зиминни айлинип чиқип, тоққуз ай жигирмә күн болғанда Йерусалимға қайтип кәлди. Йоаб ләшкәрләрни тизимлаш әһвалидин падишаға мәлумат берип, мундақ деди: Исраилда җәң қилишқа қадир сәккиз йүз миң адәм, Йәһудийәдә бәш йүз миң адәм бар екән.

Пәрвәрдигарниң Давутни җазалиши

10 Давут ләшкәрләрниң санини елип болғандин кейин, виҗдани қаттиқ азапланди. У Пәрвәрдигарға:

— Ләшкәрләрниң санини елип еғир гуна өткүзүптимән. Аһ Пәрвәрдигар! Қулуңниң гунайидин кәчкәйсән, мән толиму әхмиқанә иш қилиптимән! — деди.

11-12 Әтиси Давут орнидин турғанда, Давутниң хизмитидә болуватқан ғайипни билгүчи Гадқа Пәрвәрдигардин сөз келип, мундақ деди: «Сән берип Давутқа ейтқин, мәнки Пәрвәрдигар, сениң алдиңға үч түрлүк җазани қойимән, уларниң ичидин бирини таллавал, таллиған шу җазайиңни Мән саңа чүширимән».

13 Шуниң билән Гад Давутниң һозуриға берип, мундақ деди:

— Зиминлирида йәттә жил ачарчилиқ болсунму? Яки дүшмәнлириниң алдида үч ай қечип жүрәмла, яки болмиса зиминлирида үч күн ваба тарқалсунму? Буларни яхширақ ойлап көрсилә, мени Әвәткүчигә қайси җавапни беришим керәк.

14 Давут Гадқа мундақ деди:

— Мән еғир әһвалда қалдим. Немила болмисун инсанларниң қолиға әмәс, бәлки Пәрвәрдигарниң қолиға чүшәйли. Чүнки У меһир-шәпқәтликтур.

15 Шундақ қилип, Пәрвәрдигар Исраилға шу күни сәһәрдин башлап бәлгүләнгән вақитқичә ваба тарқатти. Дандин Бәәршәбағичә болған зиминда 70 миң адәм өлди. 16 Пәрвәрдигарниң пәриштиси Йерусалимни вәйран қилишқа қол көтәргәндә, Пәрвәрдигар уларни җазалаш нийитидин янди вә вәйран қилғучи пәриштигә:

— Йетәр әнди, қолуңни тарт! — деди.

У чағда Пәрвәрдигарниң пәриштиси йибуслардин болған Аравнаниң хаминида туратти.

17 Давут хәлиқни қирған пәриштини көрүп, Пәрвәрдигарға:

— Гуна қилған мән, яманлиқ қилған мән, қойдәк бегуна бу хәлиқ немә гуна қилди? Мени вә ата җамаитимни җазалиғайсән! — деди.

Давутниң товва қилип қурванлиқ сунуши

18 Ғайипни билгүчи Гад шу күни Давут падишаниң йениға келип, униңға:

— Сиз йибуслардин болған Аравнаниң хаминиға берип, у йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписи селиң, — деди.

19 Давут Пәрвәрдигарниң Гад арқилиқ қилған әмри бойичә дәл шу йәргә барди. 20 Аравна Давут падиша вә униң адәмлириниң өзи тәрәпкә келиватқанлиғини көрүп, униң алдиға чиқип, йәргә баш қоюп, падишаға тазим қилди вә:

21 — Әй падиша алийлири, қандақларчә мән, қуллириниңкигә қәдәм тәшрип қилип қалдиликин? — дәп сориди.

Давут падиша:

— Хәлиқ ичигә тарқалған вабани йоқитиш үчүн сениң мошу хаминиңни сетивелип, Пәрвәрдигарға атап бу йәргә бир қурванлиқ суписи салай дәймән, — дәп җавап бәрди.

22 — Падиша алийлири, алғайла! Немини халисилири шуни қурванлиқ қилғайла. Мана, бу йәрдә көйдүрмә қурванлиқ үчүн өкүзлиримни, отун үчүн хаман тепидиған яғач тахтамни вә өкүзләрниң боюнтуруқлири турупту. 23 Падиша алийлири, буларниң һәммисини мән, қуллири өзлиригә соға қилай, Пәрвәрдигар өзлиридин рази болсун, — деди Аравна.

24 — Яқ! Мән буларни өз баһасида сетивалимән, бекарға кәлгән нәрсиләрни Пәрвәрдигар Худайимға көйдүрмә қурванлиқ қилмаймән, — деди падиша Аравнаға.

Шуниң билән Давут хаман вә өкүзләрни 50 күмүч тәңгигә сетивалди. 25 Давут шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписи селип, көйдүрмә вә аманлиқ қурванлиқлирини сунди. Пәрвәрдигар Исраил зимини үчүн қилинған дуаларни қобул қилди. Шундақ қилип, ваба исраиллар арисидин йоқалди.