«Нәхәмия»
1 1 Төвәндә йезилғанлар Хакаляниң оғли Нәхәмияниң сөзлиридур. Нәхәмияниң Йерусалимға көңүл бөлүши Персийә падишаси Артахшасти һакимийәт тутқан 20-жили кәч күзниң кислав ейида*, мәнки Нәхәмия Суза шәһириниң қорғинида тураттим. 2 Қериндашлиримдин бири болған Ханани бир нәччә кишиләр билән Йәһудийәдин кәлди. Мән улардин сүргүндин қайтип кәткән йәһудийлар вә Йерусалимниң әһвали тоғрисида соридим. 3 Улар маңа сүргүндин Йәһудийә райониға қайтип кәткән йәһудийларниң қаттиқ қийинчилиқларға һәм хорлуққа дуч кәлгәнлигини, Йерусалимниң сепиллириниң йәнила харабиликтә вә шәһәр дәрвазилириниң көйдүрүветилгән һаләттә турғанлиғини ейтти. 4-5 Мән буларни аңлап көз яшлирим төкүлгән һалда олтирип қалдим. Нәччә күнләп һәсрәттә жүрүп роза туттум һәм асмандики Худаға дуа қилдим: «Әй Пәрвәрдигар, асмандики Худа! Сән улуқ вә сүрлүксән! Сени сөйгән вә әмирлириңгә бойсунғучиларға бәргән мәңгү меһир-муһәббәтлик келишимиңдә турисән. 6 Мән хизмәткарлириң болған исраил хәлқи үчүн кечә-күндүз дуа-тилавәт қилғанда, хизмәткариң болған маңа нәзәр селип, дуалиримға қулақ салғайсән! Мән биз исраилларниң Саңа қарши гуна қилғиниға товва қилимән. Һәтта мән вә әҗдатлиримму гуна өткүздуқ. 7 Биз яманлиқ билән Саңа қарши чиқтуқ. Биз хизмәткариң Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән әмир-пәрман вә түзүмлириңгә риайә қилмидуқ. 8 Муса пәйғәмбәргә ейтқанлириңни ядиңда тутқайсән: ‹Силәр исраиллар Маңа садақәтсизлик қилсаңлар, силәрни ят хәлиқләр арисиға чечиветимән, 9 лекин Мениң йолумға қайтип келип, әмир-пәрманлиримға бойсунуп, шу бойичә яшисаңлар, дунияниң булуң-пушқақлириға чечиветилгән болсаңларму, Өзәм силәрни таллиған вә намим улуқлинидиған җайға жиғивалимән›. 10 Сән зор қудритиң вә күчлүк қолуң билән қутқузған кишиләр Сениң хизмәткарлириң һәм хәлқиңдур. 11 Әй Егәм! Хизмәткариңниң вә намиңни шәрәпләштә хошаллиқ тапқан хизмәткарлириңниң дуайиға қулақ салғайсән. Бүгүн ишлиримниң оңушлуқ болуп, падишаниң илтипатиға муйәссәр болушумни орунлап бәргәйсән!» Шу мәзгилдә мән падишаниң баш шарап қуйғучиси* едим. *1 Һазирқи заман календари бойичә миладийәдин илгири 446-жилиниң 11-яки 12-ейиға тоғра келиду. *11 Баш сақий — падишаһ билән даим учришип туридиған, мәртивиси юқири хизмәт һесаблиниду.
2 Нәхәмияниң Йерусалимға бериши 1 Кейин Персийә падишаси Артахшастиниң 20-жили баш әтияз нисан ейиниң бир күни*, мән падишаға шарап қуюш хизмитини қиливататтим. Мән униң алдида һәргиз ғәмкин болуп бақмиған едим. 2 У маңа: — Сениң кесилиң йоқ турса, йәнә немишкә ғәмкин көрүнисән? Җәзмән көңлүңдә ғәм болса керәк! — деди. Мән қаттиқ чөчүгән һалда 3 униңға: — Алийлириниң өмри узун болғай! Әҗдатлирим дәпнә қилинған шәһәр харабилиқта, шәһәр дәрвазилири көйдүрүветилгән һаләттә турса, қандақму ғәмкин болмай туралай? — дәп җавап бәрдим. 4 Падиша: — Мәндин немә тиләйсән? — дәп сориди. Мән асмандики Худаға дуа қилип, 5 падишаға: — Әгәр алийлири халисила, илтипатлириға муйәссәр болған болсам, мени әҗдатлирим дәпнә қилинған шәһәрни яңливаштин қурушқа Йәһудийәгә әвәткәйла, — дедим. 6 Ханиш падишаниң йенида олтиратти. Падиша мәндин, қанчилик вақитқа барисән? Қачан қайтип келисән? дәп сориди. Мән вақитни ейтқандин кейин у тәливимгә қошулди. 7 Мән падишаға йәнә мундақ дедим: — Әгәр алийлири халисила, Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкә әмәлдарлириға мән, қуллириниң уларниң зимини арқилиқ Йәһудийәгә өтүшүмгә йол хәт йезип бәргән болсила. 8 Падишаниң орман башқурғучиси Асафниң маңа яғач беришигә мәктүп йезип бәргәйла. Мән, қуллири яғачларни ибадәтхана қорғининиң дәрвазилири, шәһәр сепили вә хусусий өйүмгә лим қилишқа ишләткән болсам. Худайим маңа яр болғачқа, падиша тәләплиримниң һәммисини орунлап бәрди. 9 Падиша мени муһапизәт қилишқа һәрбий әмәлдарлар билән атлиқ ләшкәрләрни әвәтти. Мән Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкигә кәлгинимдә, падишаниң мәктүбини әмәлдарларға сундум. 10 Хоронлуқ Санбаллат билән аммонлардин болған әмәлдар Тобия бириниң Исраил хәлқигә ярдәмгә кәлгәнлигини аңлап, наһайити хапа болупту. Нәхәмияниң сепилларни көздин кәчүрүши 11 Мән Йерусалимға берип үч күн турдум. 12 Үчинчи күни йерим кечидә орнумдин туруп, бир нәччә һәмрайим билән сиртқа чиқтим. Худаниң Йерусалим үчүн қәлбимгә салған ишини һеч кимгә ейтмидим. Биздики бирдин-бир улақ мән мингән ешәк еди. 13 Мән қараңғуда шәһәрниң Җилға дәрвазиси арқилиқ Әҗдиһа булиғидин өтүп, Қиғ дәрвазисиға бардим. Йол бойи харап болған сепиллар билән көйдүрүветилгән дәрвазиларни тәкшүрдүм. 14 Андин мән Булақ дәрвазисидин өтүп, Шаһ көлчигигә бардим. Бирақ ешигим харабиликтин өтәлмиди. 15 Шуниң билән мән қараңғулуқта җилғини бойлап, сепилларни көздин кәчүрүп чиқтим. Андин бурулуп, Җилға дәрвазиси арқилиқ қайтип кәлдим. 16 Мениң нәгә берип, немә қилғанлиғимни әмәлдарлар билмиди. Мән планимни йәһудий башлиқлар — роһанийлар, җамаәт әрбаплири, әмәлдарлар яки сепил қурушқа алақидар кишиләргә техи ейтмиған едим. 17 Бирақ һазир мән уларға: — Бизниң учриған қийинчилиқлиримиздин силәрниң хәвириңлар бар. Чүнки Йерусалим харабиликтә, шәһәр дәрвазилири көйдүрүветилгән һаләттә турмақта. Йерусалим сепилини яңливаштин қуруп чиқип, хорлуқни тохтитайли! — дедим. 18 Мән уларға Худайим маңа яр болғанлиғини һәм падишаниң маңа дегәнлирини ейттим. Улар: — Хоп әмсә, ишни башлайли! — дәп ишқа киришти. 19 Хоронлуқ Санбаллат билән аммонлардин болған әмәлдар Тобия вә Гәшәм исимлиқ бир әрәп бу ишни аңлап, бизни қаттиқ мәсқирә қилип: — Силәр немә қиливатисиләр? Падишаға қарши исиян көтәрмәкчиму силәр? — дәп соал қоюшти. 20 Мән җававән: — Асмандики Худа бизни муваппәқийәткә ериштүриду. Униң хизмәткарлири болған биз бу қурулушни башлаймиз. Силәрниң Йерусалимда һәққиңлар йоқ, қануний вә тарихий һоқуқуңларму йоқ! — дедим. *1 Һазирқи заман календари бойичә миладийәдин илгири 445-жилиниң 3-яки 4-ейиға тоғра келиду.
3 Шәһәр сепиллирини яңливаштин қуруш 1 Баш роһаний Әляшиб билән униң хизмәтдаш роһанийлири Қой дәрвазисини қайтидин ясап, уни Худаға беғишлап, дәрваза қанатлирини орнатти. Андин сепилни Йүз мунариғичә узартип, Худаға беғишлиди. Кейин уни Хананъел мунарисиғичә узартти. 2 Кейинки бөлигини ерихалиқлар ясиди. Йәнә кейинки бөлигини Имриниң оғли Заккур ясиди. 3 Һассинааниң оғуллири Белиқ дәрвазисини ясиди. Улар лимларни вә дәрваза қанатлирини орнитип, болтлап, тақақлирини бәкитти. 4 Хаққозниң нәвриси, Урияниң оғли Миремот сепилниң кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Мишезабъелниң нәвриси Бәрәкяниң оғли Мишуллам униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Баананиң оғли Задоқ униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. 5 Тиқовалиқлар униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Бирақ уларниң жут башлири қурулуш башқурғучилириға бойсунмиди. 6 Пасеяхниң оғли — Йояда вә Бисодияниң оғли Мишуллам кона шәһәр дәрвазисини әслигә кәлтүрди. Улар лимларни вә дәрваза қанатлирини орнитип, болтлап, тақақлирини бәкитти. 7 Гибъонлуқ Милатя, меронотлуқ Ядон вә Гибъон һәм Мизпаһ шәһиридикиләр униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Мизпаһ шәһиридә Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи туратти. 8 Зәргәрләрдин бири болған Харһаяниң оғли Уззиел, униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Һананя әтир ясиғучилардин бири болуп, униңдин кейинки бөлигини Кәң сепилғичә әслигә кәлтүрди. 9 Хурниң оғли Йерусалим шәһәр райониниң йеримини башқурғучи Рифая униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. 10 Харумафниң оғли Йидая униңдин кейинки бөлигини өз өйиниң удулиғичә әслигә кәлтүрди. Хашабнияниң оғли Хаттуш униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. 11 Харимниң оғли Малкия билән Пахат-Моабниң оғли Хашшуб униңдин кейинки бөлиги билән Тонурлар мунарини әслигә кәлтүрди. 12 Һаллоһешниң оғли — Йерусалим шәһәр райониниң башқа бир йеримини башқурғучи Шаллум қизлири билән униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. 13 Ханун зановахлиқларни башлап, Җилға дәрвазисини әслигә кәлтүрди. Улар дәрвазини ясап, қанатлирини орнитип, болтлап, тақақлирини бәкитти. Улар йәнә Қиғ дәрвазисиғичә болған төрт йүз әллик метр арилиқни ясиди. 14 Рекабниң оғли — Бәйт-Һаккәрәм райониниң башқурғучиси Малкия Қиғ дәрвазисини әслигә кәлтүрди. Улар дәрвазини ясап, қанатлирини орнитип, болтлап, тақақлирини бәкитти. 15 Колхозәниң оғли — Мизпаһ райониниң башқурғучиси Шаллум, Булақ дәрвазисини вә дәрваза өгүзини әслигә кәлтүрди һәм дәрваза қанатлирини орнитип, болтлап, тақақлирини бәкитти. Андин у падиша гүллүгиниң йенидики Шелаһ көлчиги сепилини, «Давут шәһиридин» чүшидиған пәләмпәйгичә әслигә кәлтүрди. 16 Азбуқниң оғли — Бәйтзур райониниң йеримини башқурғучи Нәхәмия униңдин кейинки бөлигини Давут падиша қәбирстанлиғиниң удулидики җайдин су амбири вә батурларниң баргаһиғичә әслигә кәлтүрди. 17 Баниниң оғли Рихумниң қол астида ишләйдиған бир топ лавийлар униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. Андин Қиила райониниң йеримини башқурғучи Хашабя өз қол астидики район үчүн униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. 18 Уларниң туққанлири, йәни Хенададниң оғли — Қиила райониниң йеримини башқурғучи Баввай униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. 19 Йешуваниң оғли — Мизпаһ шәһириниң башқурғучиси Әзәр униңдин кейинки бөлигини — қурал амбириға чиқидиған йолниң удулидин сепилниң тиригигичә әслигә кәлтүрди. 20 Заббайниң оғли Барук униңдин кейинки бөлигини, йәни сепилниң тиригидин башлап баш роһаний Әляшибниң өйиниң ишигигичә әслигә кәлтүрди. 21 Хаққозниң нәвриси, Урияниң оғли Миремот униңдин кейинки бөлигини Әляшибниң өйиниң ишигидин униң ахириғичә әслигә кәлтүрди. 22 Йерусалимниң әтрапида туридиған роһанийлар униңдин кейинки бөлигини әслигә кәлтүрди. 23 Бинямин вә Хашшублар униңдин кейинки бөлиги, йәни өз өйиниң удулини әслигә кәлтүрди. Ананяниң нәвриси, йәни Маасеяниң оғли Азаря кейинки бөлиги, йәни өз өйиниң удулини әслигә кәлтүрди. 24 Хенададниң оғли Биннуй кейинки бөлигини, йәни Азаряниң өйидин сепилниң тириги вә униң дохмушиғичә әслигә кәлтүрди. 25 Узайниң оғли Палал униңдин кейинки бөлигини, йәни сепилниң тириги вә муһапизәтчиләр һойлисиниң йенидики үстүнки орда мунариниң удулини әслигә кәлтүрди. Паръошниң оғли Пидая униңдин кейинки бөлигини, 26 Офәл егизлигидә туридиған ибадәтхана хизмәткарлири билән Су дәрвазисиниң удулидин шәриқтики сепилдин чиқип турған мунариғичә әслигә кәлтүрди. 27 Кейинки бөлигини тиқовалиқлар әслигә кәлтүрди. Бу уларниң әслигә кәлтүргән йәнә бир бөлиги болуп, бүйүк мунара удулидин Офәл сепилиғичә еди. 28 Роһанийлар униңдин кейинки бөлигини, йәни Ат дәрвазисиниң жуқуриқи тәрипини әслигә кәлтүрди. Һәрбир роһаний өз өйиниң удулини әслигә кәлтүрди. 29 Иммерниң оғли Задоқ униңдин кейинки бөлиги болған өз өйиниң удулини әслигә кәлтүрди. Униңдин кейинки бөлигини Шиканяниң оғли Шәрқий дәрвазиниң дәрвазивини Шимая әслигә кәлтүрди. 30 Униңдин кейинки бөлигини Шәләмяниң оғли Хананя билән Залафниң алтинчи оғли Ханун әслигә кәлтүрди. Бу уларниң йәнә бир әслигә кәлтүргән бөлиги еди. Бәрәкяниң оғли Мишуллам униңдин кейинки бөлиги болған өз өйиниң удулини әслигә кәлтүрди. 31 Зәргәрләрниң бири Малкия униңдин кейинки бөлигини Күзәт дәрвазиси удулидики ибадәтхана хизмәткарлириниң һәм содигәрләрниң өйигичә әслигә кәлтүрди. Андин сепилни үстидә өй җайлашқан сепил дохмушиғичә узартти. 32 Башқа зәргәрләр вә содигәрләр у дохмуштин Қой дәрвазисиғичә болған әң ахирқи бөлигини әслигә кәлтүрди.
4 Сепил қурулушиға болған тосқунлуқ 1 Бизниң шәһәр сепилини яңливаштин қуруватқинимизни аңлиған Санбаллат наһайити хапа болуп, ғәзәпләнгән һалда биз йәһудийларни мәсқирә қилип, 2 һәмралири вә Самарийә қошунлири алдида: — Бу аҗиз йәһудийлар немә қиливатидиғанду? Улар бу сепилни яңливаштин қурмақчимикән? Улар қурванлиқ қилиш арқилиқ бу ишни бир күндила пүтиримиз, дәп ойламдиғанду? Харабиликтики күл-қоқасқа айланған ташларни қайтидин ишлитәләмду? — деди. 3 Аммонлардин болған Тобия униң йенида туруп: — Уларниң ясаватқан сепилиға бир түлкә чиқса, өрүлүп чүшиду! — деди. 4 Мән мундақ дуа қилдим: «Әй Худайимиз, уларниң бизни мәсқирә қилишлириға қулақ салғайсән! Уларниң мәсқирисини өз бешиға яндурғайсән! Уларни талан-тараҗ қилип, яқа жутларға сүргүн қилғайсән. 5 Улар қурулушчилар алдида Сени һақарәтлигәнлиги үчүн уларниң гуналирини унтуп қалмиғайсән, гуналирини кәчүрмигәйсән». 6 Һәммиси чин дили билән ишлигәчкә, сепилни йерим там қопуруп, туташтурдуқ. 7 Санбаллат, Тобия, әрәпләр, аммонлар вә ашдодлуқлар Йерусалим сепил қурулушиниң наһайити илгириләватқанлиғини вә униң төшүклириниң етиливатқанлиғини аңлап интайин ғәзәпләнди. 8 Улар бирликтә сүйиқәст планлап, Йерусалимға һуҗум қилип, бизни тери-перәң қилмақчи болди. 9 Биз Худайимизға дуа қилдуқ һәм уларниң һуҗумидин қоғдиниш үчүн кечә-күндүзлүк қаравулларни қойдуқ. 10 Лекин йәһудийлар арисида: «Ишчилар барғансири һалидин кәтти. Нурғун керәксиз таш парчилири туруватиду, биз сепилни қандақму пүтирәрмиз?» дегән гәп тарқалди. 11 Шуниң билән биргә дүшминимизниң: «Биз йәһудийларға сәздүрмәй уларниң арисиға берип, уларни қирип ташлап, қурулушни тохтитимиз» дегәнлигини аңлидуқ. 12 Дүшмәнгә йеқин олтирақлашқан йәһудийлар қайта-қайта келип бизни агаһландуруп: «Улар һәр тәрәптин бизгә һуҗум қилмақчи!» деди. 13 Шуңа мән адәмләрни өз җамаити бойичә қилич, оқ-я вә нәйзиләр билән қуралландуруп, сепилниң очуқ вә әң пака йәрлириниң кәйнигә қаравуллуққа қойдум. 14 Андин мән әһвални күзитип, җамаәт әрбаплири, әмәлдарлар вә қалған хәлиқләргә чақириқ қилип: — Дүшмәндин қорқмаңлар! Пәрвәрдигарниң улуқ вә сүрлүклигини есиңларда тутуңлар. Өзәңларниң ака-укилириңлар, бала-җақилириңлар, аяллириңлар вә өй-маканиңлар үчүн күрәш қилиңлар! — дедим. 15 Дүшмәнлиримиз өзлириниң сүйиқәстлирини билип қалғанлиғимизни аңлап, Худаниң өзлириниң планини бузувәткәнлигини чүшәнди. Шуниң билән биз һәммимиз әсли орнимизға қайтип берип, сепил қурулушимиз билән мәшғул болдуқ. 16-17 Шу чағдин башлап, хизмәткарлиримниң йерими ишқа киришти, қалған йерими нәйзә, қалқан вә оқ-ялар билән қураллинип, учисиға савут кийип қаравуллуқ қилди. Команданлар сепил қурулушчилириниң кәйнидин орун алди. Жүк тошуғучиларму қураллинип туруп иш қилди. 18 Қурулушчиларниң һәммиси белигә қилич асқан еди. Җәңгә бурға чалғучиму йенимда туратти. 19 Мән җамаәт әрбаплири, әмәлдарлар вә пүткүл хәлиққә: — Қилидиған иш көп һәм иш сепилниң һәммә йеридә бар. Сепилда бир-биримиз билән болған арилиғимиз жирақ. 20 Силәр бурға авазини аңлиған һаман, мениң йенимға жиғилиңлар. Худайимиз җәңдә биз билән бир нәпәстә болиду, — дедим. 21 Шуңа сәһәрдә юлтузлар көрүнгичә йеримимиз ишлидуқ, йеримимиз қолумизға нәйзә елип қаравуллуқ қилдуқ. 22 Шу вақитта мән адәмләргә: — Һәрбир адәм вә униң ярдәмчиси кечиси Йерусалимда қонуп қаравуллуқ қилсун, күндүзи қурулушчи болсун, — дедим. 23 Бу мәзгилдә һечқайсимиз — мән, туққанлирим, хизмәткарлирим, муһапизәтчилиримму учимиздики кийимлиримизни алмаштурмидуқ һәм һәммимиз қолумиздин қурални чүшәрмидуқ.
5 Нәхәмияниң намратларниң үстидики жүкни йениклитиши 1 Бир мәзгилдин кейин, нурғун әр-аяллар өзлириниң йәһудий қериндашлири тоғрилиқ хәлиқ арисида наразилиқ билдүрди. 2 Бәзиләр: «Биз көп җанлиқ, бизгә җенимиз аман қалғудәк озуқ-түлүк керәк!» дейишсә, 3 бәзиләр: «Биз ачарчилиқ мәзгилидә озуқ-түлүккә еришиш үчүн етизимиз, үзүмзарлиғимиз вә өйлиримизни гөрүгә қойдуқ», дейишти. 4 Йәнә бәзиләр: «Биз падишаға етиз вә үзүмзарлиқ селиғи тапшуруш үчүн қәриз алдуқ. 5 Биз билән бай йәһудий қериндашлиримизниң қени бир, бизниң пәрзәнтлиримизниң уларниң пәрзәнтлиридин һеч пәрқи йоқ. Бирақ биз пәрзәнтлиримизни уларға қул қилмаслиққа чаримиз йоқ. Һелиму қизлиримиздин бәзилири қул болуп кәтти. Биз буниңға амалсиз. Чүнки етизлиримиз вә үзүмзарлиқлиримиз қолумиздин кәтти», деди. 6 Мән уларниң наразилиқлирини аңлап наһайити аччиқландим. 7 Бу ишқа мулаһизә жүргүзүп, андин җамаәт әрбаплири вә әмәлдарларни әйипләп мундақ дедим: — Силәр өсүм елиш арқилиқ өз қериндашлириңларға зулум селиватисиләр! Андин мән җамаәткә чақириқ қилип, уларға қарши жиғин ачтим. 8 Жиғинда мән уларға: — Биз әң зор тиришчанлиқ көрситип ят хәлиқләргә амалсиз сетилип кәткән йәһудий қериндашлиримизни төләм төләп қайтурувалған едуқ, әнди силәр уларни йәнә қуллуққа сетиватисиләр! Биз уларни қайтидин қуллуқтин сетивелишимиз керәкму?! — дедим. Улар сөз тапалмиғинидин зуван сүрмиди. 9 Мән йәнә: — Қилғиниңлар һәқиқәтән тоғра болмапту! Силәр немишкә Худадин қорқмай, ят хәлиқ дүшмәнлиримизниң мәсқирә қилишиға пурсәт яритип берисиләр? 10 Һәтта мән қериндашлирим вә хизмәткарлиримму хәлиққә пул вә ашлиқ қәриз бәргән едуқ. Әнди биз өсүм елишни тохтитайли! 11 Силәргә гөрүгә қоюлған етиз, үзүмзарлиқ, зәйтунлуқ вә өйләрни һазирниң өзидила егисигә қайтуруп бериңлар! Пул, ашлиқ, шарап вә зәйтун йеғини қәриз берип алған өсүмлириңларни яндуруп бериңлар! — дедим. 12 Улар: — Һәммини қайтуруп беримиз һәм хәлиқтин һечнемини тәләп қилмаймиз, дегиниңиз бойичә бәҗа кәлтүримиз, — дәп җавап беришти. Мән роһанийларға чақириқ қилип, җамаәт әрбаплири вә әмәлдарларни бәргән вәдиси бойичә қәсәм қилдурдум. 13 Андин кейин чапинимниң пешини қеқип: — Худа бу вәдидә турмиғанларни мошундақ қеқип, уларни қора-җайидин вә бисатидин ада-җуда қиливәтсун, — дедим. Җамаәтниң һәммиси: «Амин!» дәп Пәрвәрдигарни мәдһийилиди. Улар вәдисидә турди. Нәхәмияниң җамаәт үчүн өз мәнпийитидин кечиши 14 Мән Йәһудийәгә башлиқ болған он икки жилда, йәни Артахшасти падишаниң жигирминчи жилидин оттуз иккинчи жилиғичә, башлиққа хас йемәкликләрни йемидим, туққанлиримму шундақ қилди. 15 Бурунқи башлиқларниң һәммиси хәлиққә мәҗбурий селиқ салған еди. Улар хәлиқтин һәр күнлүги үчүн озуқ-түлүк вә шарапларни һәм униңдин башқа қириқ күмүч тәңгә алатти. Һәтта уларниң хизмәткарлириму хәлиққә зулум салған еди. Лекин мән ундақ қилмидим, чүнки мән Худаға ихласмән едим. 16 Мән өзәмни сепил қурулушиға атавәттим. Биз йәргиму егидарчилиқ қилмидуқ. Пүтүн хизмәткарлиримму сепил қурулуши билән шуғуллинип кәткән еди. 17 Мениң дәстихинимдин ғизалинидиған йәһудийлар вә әмәлдарлар адәттә бир йүз әллик киши болуп, булардин башқа әтраптики милләтләрдинму бар еди. 18 Маңа һәр күни бир кала, алтә қой вә қушлар, һәр он күндә бир қетим һәрхил шараплар тәйярлинатти. Шундақтиму мән башлиққа хас йемәкликләрни тәләп қилмидим, чүнки хәлиқниң жүкиниң наһайити еғирлиғини биләттим. 19 Әй Худа, бу хәлиқ үчүн қилғанлиримни ядиңда тутуп, маңа яхшилиқ қилғайсән!
6 Нәхәмияға қурулған қапқан 1 Санбаллат, Тобия, шундақла Гәшәм исимлиқ һелиқи әрәп вә башқа дүшмәнләр бизниң сепилни пүтирип болғанлиғимиздин вә бирәр төшүкму етилмәй қалмиғинидин хәвәр тепипту. Әмәлиятта биз шәһәрниң дәрвазилириға қанатларни орнатмиған едуқ. 2 Санбаллат билән Гәшәм маңа бир парчә хәт йоллап, мениң Оно түзләңлигидики Кифирим дегән җайда улар билән учришишимни тәләп қилди. Улар маңа сүйиқәст қилмақчиди. 3 Мән уларға адәм әвәтип: «Мән һазир муһим иш үстидә, у йәргә баралмаймән. Силәр билән көрүшимән дәп, ишни тохтитип қоюшни халимаймән», дедим. 4 Улар маңа төрт қетим охшаш хәт йоллиди. Мән уларға бурунқиға охшаш җавап қайтурдум. 5 Бәшинчи қетим Санбаллат маңа өз хизмәткаридин очуқ хәт йоллиди. 6 Хәттә мундақ дейилгән еди: «Хәлиқ арисида гәп тарқилипту, Гәшәмму шундақ дәйду. Сиз һәм йәһудийлар исиян көтәрмәкчикәнсиләр, шуңа сепилни қуруветипсиләр. Бу гәпчә, сиз уларға падиша болмақчикәнсиз. 7 Һәм пәйғәмбәрләрни орунлаштуруп, Йерусалимда өзиңизни Йәһудийәниң падишаси дәп җакалатқудәксиз. Бу иш җәзмән падишаниң қулиғиға йетиду. Шуңа келип, мән билән бу тоғрилиқ мәслиһәтлишишиңизни тәвсийә қилимән». 8 Мән униңға: «Ундақ иш йоқ, буни өзиңиз ойдуруп чиқарған!» дәп җавап йоллидим. 9 Улар бизни қорқутуп, қолумизни ишқа бармас қилип, сепилни пүтәрмәсликни ойлиған еди. Мән: «Әй Худа, қолумға күч-қудрәт бәргәйсән!» дәп дуа қилдим. 10 Бир күни мән Миһетабиелниң нәвриси — Дилаяниң оғли Шимаяниң өйигә бардим. У ишикни тақивелип өйдин чиқматти. У маңа: — Биз ибадәтхана ичидә көрүшүп, ишикни тақиветәйли. Чүнки улар бүгүн кәч келип, сизни өлтүрмәкчи! — деди. 11 Мән униңға җававән: — Мәндәк салаһийәттики адәм қечип жүрсә боламду? Мәндәк салаһийәттики адәм җенини аман қалдуруш үчүн ибадәтханиға мөкүнүвалса боламду? Мән қәтъий бармаймән! — дедим. 12 Мән Шимаяни Худаниң әвәтмигәнлигини, бәлки униң Тобия билән Санбаллатқа сетилип маңа пәйғәмбәрчә ейтқан сөзиниң Худадин кәлмигәнлигини тонуп йәттим. 13 Улар мени қорқутуп, гунаға патурмақчи болған. Андин намимға дағ кәлтүрүп, төһмәт чаплимақчи болған. 14 Мән: Әй Худайим, Тобия билән Санбаллатниң қилмишлирини есиңдә тутқайсән! Мени қорқутмақчи болған сахта пәйғәмбәрләрдин аял Ноадя билән башқиларни есиңдә тутқайсән, — дәп дуа қилдим. Қурулушниң тамамлиниши 15 Сепил әллик икки күндә күз пәсли әлул ейиниң жигирмә бәшинчи күни* тамамланди. 16 Дүшмәнлиримиз вә әтрапимиздики хәлиқләр буниңдин хәвәр тапқанда қорқти вә хиҗаләткә қалди. Чүнки улар бу қурулушниң Худаниң ярдими арқилиқ пүткәнлигини тонуп йәткән еди. 17 Шу әллик икки күн җәриянида йәһудий җамаәт әрбаплири билән Тобия оттурисида хәт-алақә болуп турди. 18 Нурғун Йәһудийә аһалилириниң униң билән туққанчилиғи болуп, уни қоллашқа қәсәм бәргән еди. Чүнки Тобияниң қейинатиси Арахниң оғли Шиканя еди. Униң үстигә Тобияниң оғли Йиһоханан Бәрәкяниң Мишуллам дегән оғлиниң қизини алған еди. 19 Улар мениң алдимда Тобияниң яхшилиқлирини тилға елишти һәм мениң ейтқанлиримни униңға йәткүзүп турди. Тобияму мени қорқутуш үчүн давамлиқ хәт йоллап турди. *15 Һазирқи заман календари бойичә миладийәдин илгири 445-жили 10-айниң 2-күнигә тоғра келиду.
7 1 Сепил пүтүп, дәрвазиларға қанатлар орнитилип болған еди. Ибадәтхана дәрвазивәнлири, мунаҗәтчилири вә башқа лавийлар хизмәтләргә тәхсим қилинди. 2 Мән Йерусалимни башқурушқа қериндишим Хананини вә ишәнчлик, башқиларға қариғанда техиму ихласмән қорған командани Һананяни тайинлидим. 3 Мән уларға: — Йерусалим дәрвазилирини чиңқи чүштә ачмаңлар, дәрвазивәнләр вәзипә өтәватқанда тақақлар селинип дәрвазилар етилсун! Йерусалим аһалисидин бәзиләрни қаравуллуққа, бәзиләрни өз өйлириниң әтрапини чарлашқа муһапизәтчиликкә тайинлаңлар! — дедим. Сүргүндин қайтқанларниң тизимлиги 4 Бу вақитта Йерусалим наһайити чоң болсиму, аһалиси анчә көп әмәс, өйләрму анчә селинмиған еди. 5 Худа мениң җамаәт әрбаплири, әмәлдарлар вә пухраларни жиғип, уларниң нәсәбнамисини тәкшүрүп чиқишимни көңлүмгә салди. Мән биринчи қетим сүргүндин Йәһудийәгә қайтип кәлгәнләрниң нәсәбнамә хатирисини таптим. Униңда мундақ хатириләнгән: 6 Мана бу Бабилдики әсирдин қайтқан йәһудий сүргүнләрниң тизимлиги. Нибукаднәзәр падиша бурун уларни Бабилға палиған еди. Бирақ һазир улар өз жути Йәһудийәниң Йерусалим вә башқа җайлириға қайтип кәлди. 7 Зируббабәл, Йешува, Нәхәмия, Азаря, Раамя, Нахамани, Мордикай, Билшан, Миспар, Бигвай, Нихум вә Бааналар уларға йетәкчилик қилип қайтуруп кәлди. Сүргүндин қайтип кәлгән Исраил әрләрниң сани төвәндикичә: 8 Паръош җамаитидин 2172 киши , 9 Шифатя җамаитидин 372 киши, 10 Арах җамаитидин 652 киши, 11 Пахат-Моаб җамаитидин (Йешува вә Йоабниң әвлатлири) 2818 киши, 12 Елам җамаитидин 1254 киши, 13 Затту җамаитидин 845 киши, 14 Заккай җамаитидин 760 киши, 15 Бани җамаитидин 648 киши, 16 Бебай җамаитидин 628 киши, 17 Азгад җамаитидин 2322 киши, 18 Адониқам җамаитидин 667 киши, 19 Бигвай җамаитидин 2067 киши, 20 Адин җамаитидин 655 киши, 21 Атер җамаитидин (Хизкияниң әвлатлири) 98 киши, 22 Хашум җамаитидин 328 киши, 23 Безай җамаитидин 324 киши, 24 Хариф җамаитидин 112 киши, 25 Гибъон җамаитидин 95 киши, 26 бәйтләһәмликләр вә нитофалиқлардин 188 киши, 27 анатотлуқлардин 128 киши, 28 бәйт-азмавәтликләрдин 42 киши, 29 Қирят-Йиарим, Кифира вә бәәротлуқлардин 743 киши, 30 Рамаһ вә гәбалиқлардин 621 киши, 31 микмаслиқлардин 122 киши, 32 Бәйтәл вә айлиқлардин 123 киши, 33 ниболуқлардин 52 киши, 34 еламлиқлардин 1254 киши, 35 харимлиқлардин 320 киши, 36 ерихалиқлардин 345 киши, 37 Лод Хадид вә онолуқлардин 721 киши, 38 синаалиқлардин 3930 киши. 39 Роһанийлардин: Йидая җамаитидин (Йешуваниң әвлатлири) 973 киши, 40 Иммер җамаитидин 1052 киши, 41 Пашхур җамаитидин 1247 киши, 42 Харим җамаитидин 1017 киши. 43 Лавийлардин: Йешува җамаитидин (Қадмиел вә Һодива әвлатлири) 74 киши, 44 ибадәтхана мунаҗәтчилири Асаф җамаитидин 148 киши, 45 ибадәтхана дәрвазивәнлири Шаллум, Атер, Талмон, Аққуб, Хатита вә Шобай җамаәтлиридин 138 киши. 46 Ибадәтхана хизмәткарлири җамаитидин: Зиха, Хасуфа, Таббаот, 47 Қерос, Сиъә, Падон, 48 Либана, Хагаба, Шалмай, 49 Ханан, Гиддел, Гахар, 50 Риая, Ризин, Ниқода, 51 Газзам, Узза, Пасеях, 52 Бесай, Миуним, Нифушисим, 53 Бақбуқ, Хақуфа, Хархур, 54 Базлит, Михида, Харша, 55 Барқос, Сисира, Тәмах, 56 Низиях вә Хатифалар. 57 Сулайман падиша хизмәткарлири җамаитидин: Сотай, Софәрәт, Пирида, 58 Яла, Дарқон, Гиддел, 59 Шифатя, Хаттил, Покәрәт-Һаззибайим вә амонлар. 60 Ибадәтхана вә Сулайман падиша хизмәткарлириниң әвлатлиридин җәми 392 киши. 61 Телмәлах, Телхарша, Кируб, Аддон вә Иммер дегән җайлардин кәлгән бир топ кишиләр өзлириниң Исраил әвлади екәнлигини испатлалмиди. 62 Бу кишиләр Дилая, Тобия вә Ниқода җамаәтлирини өз ичигә алған болуп, җәми 642 киши еди. 63 Хабайя, Һаққоз вә Барзиллай дегән үч роһаний җамаитиму қайтип кәлгән болуп, Барзиллай болса гилъадлиқ Барзиллайниң бир қизиға өйлинип, униң фамилиясини ишләткән еди. 64 Бу роһанийлар өз нәсәбнамисини издинип, җамаәт намлирини тапалмиди. Шуңа улар напак һесаплинип роһанийлиқ орнидин орун алалмиди. 65 Йәһудийларниң башлиғи уларға, «урим» вә «туммимни*» ишлитип, Худаниң ирадисини биләләйдиған роһаний кәлгичә, Худаға аталған йемәкликләрниң роһанийларға тегишлигини йемәсликни буйриди. 66 Йәһудийәгә қайтип кәлгәнләрниң умумий сани 42360 киши болди. 67 Саналмай қалғанлардин 7337 әр-аял хизмәткар, 245 әр-аял нахшичи вә 68 уларниң 736 ат, 245 хечир, 69 435 төгә вә 6720 ешигиму бар еди. 70 Бәзи җамаәт башлиқлири ибадәтханини яңливаштин қурушқа сәдиқә қилди. Йәһудийларниң башлиғи 1000 алтун тәңгә, 50 данә дас, 530 қур роһаний тони бәрди. 71 Башқа җамаәт башлиқлири ибадәтхана қурулуш малийәсигә 20000 алтун тәңгә вә 1320 кило күмүч бәрди. 72 Қалған хәлиқ 20000 алтун тәңгә, 1200 кило күмүч вә 67 қур роһаний тони бәрди. 73 Барлиқ исраиллар, йәни роһанийлар, лавийлардин ибадәтхана дәрвазивәнлири, мунаҗәтчилири һәм хизмәткарлири вә айрим кишиләр өз жутлириға җайлашти. Әзраниң Тәврат қанунини оқуп бериши Исраиллар өз жутлириға орунлишип болди. *65 Көп тәрәплимилик издинишләргә асасланғанда, бу Худаниң ирадисини билиш үчүн ташлинидиған муқәддәс чәк болуши мумкин. “Урим”ниң ибраний тилидики мәниси “қарғаш”, бу йәрдә “болмайду” дегән мәнидә болуши мумкин. “Туммим”ниң ибраний тилидики мәниси “тәлтөкүс”, бу йәрдә “болиду” дегән мәнидә болуши мумкин.
8 1 Күз кәлгәндә улар бир нийәт, бир мәхсәттә Йерусалимдики Су дәрвазисидин киргәндики мәйданға җәм болди. Улар Тәврат устази Әзрани Худаниң исраилларниң әмәл қилиши үчүн Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшәргән Тәврат қанун язмисини елип келишкә тәклип қилди. 2 Шуңа 7-айниң 1-күни* Әзра роһаний уни әрләр, аяллар вә барлиқ чүшинәләйдиған балилар җәм болған җамаәт алдиға елип кәлди. 3 У таң сәһәрдин чүшкичә Су дәрвазисидин киргәндики мәйданда қанунни чүшинәләйдиған һәрқандақ кишигә үнлүк оқуп бәрди. Барлиқ хәлиқ диққәт билән аңлиди. 4 Тәврат устази Әзра буниң үчүн мәхсус яситилған егиз яғач минбәрдә турди. Униң оң йенидин Маттитя, Шәма, Аная, Урия, Хилқия, Маасеялар вә сол йенидин Пидая, Мишаел, Малкия, Хашум, Хашбаддана, Зикирия, Мишулламлар орун алди. 5 Әзра минбәрдә турғанда, һәммиси уни ениқ көрәлиди. У язмини ачқанда, барлиқ җамаәт орнидин турушти. 6 У Пәрвәрдигар болған улуқ Худани мәдһийилигәндә, пүтүн җамаәт қоллирини көтирип: «Амин! Амин!» дейишти. Кейин улар тизлинип, йүзлирини йәргә йеқип сәҗдә қилди. 7 Лавийлардин Йешува, Бани, Шеребия, Ямин, Аққуб, Шаббитай, Һодия, Маасея, Қилита, Азаря, Йозабад, Ханан вә Пилаялар җамаәт өз орунлирида турғанда қанун тоғрилиқ чүшәнчә бәрди. 8 Улар Худаниң қанунини җамаәткә ейтип, мәнасини йешип бәрди. Шуниң билән җамаәт буниңдин чүшәнчә һасил қилди. 9 Җамаәт қанунни аңлап көз йеши қилишти. Шуниң билән Йәһудийә башлиғи Нәхәмия Тәврат устази Әзра роһаний вә қанун тоғрилиқ чүшәнчә беридиған лавийлар җамаәткә: — Бүгүн Пәрвәрдигаримиз Худа үчүн муқәддәс күндур! Силәр жиға-зар қилмаңлар! 10 Әнди көпчилик қайтип зияпәт тәйярлаңлар. Есил таам вә шерин ичимликләрдин һөзүрлиниңлар. Уларни һечнемә тәйяр қилалмиғанлар билән бөлүп йәңлар. Бүгүн Худайимиз үчүн муқәддәс күндур, қайғурмаңлар! Чүнки Пәрвәрдигардин кәлгән шат-хорамлиғимиз бизниң күч-қудритимиздур! — деди. 11 Лавийлар җамаәтни тиничландуруп: — Бүгүн муқәддәс күндур! Қайғурушни тохтитиңлар! — деди. 12 Җамаәт оқулған мәзмунни чүшәнгәнлиги үчүн, өйлиригә қайтип, шат-хорамлиқ ичидә зияпәт дәстихинидин ғизаланди вә өзидә барини башқилар билән тәң бөлүшти. «Кәпә тикиш» һейти 13 Әтиси һәр қайси җамаәтләрниң башлиқлири Тәврат қануниниң тәлимлирини убданирақ биливелиш үчүн роһанийлар вә лавийлар билән биллә Тәврат устази Әзраниң йениға барди. 14 Улар Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшәргән қанунидин күздики «Кәпә тикиш» һейти мәзгилидә исраилларниң кәпиләрдә туруши буйрулғанлиғини байқиди. 15 Улар қанунда йезилған: «Идирлиқларға берип, зәйтун, явайи зәйтун, чатқал, пальма вә башқа мол йопурмақлиқ дәрәқләрниң шахлирини елип келип, кәпә ясаңлар» дегән буйруқни җакалиши вә уни өз жутлири һәм Йерусалимда тарқитиши керәк еди. 16 Шуниң билән җамаәт дәрәқ шахлирини кесип келип, өгүзлиригә, һойлилириға, ибадәтхана һойлисиға вә Су дәрвазиси һәм Әфрайим дәрвазиси ичидики мәйданларға кәпә ясиди. 17 Сүргүндин қайтип кәлгәнләрниң һәммиси кәпиләрни ясап, уларда турди. Исраиллар бу һейтни Нунниң оғли Йошуваниң заманидин тартип мундақ өткүзүп бақмиған еди. Һәммә адәм шат-хорамлиққа чөмгән еди. 18 Һейтниң биринчи күнидин әң ахирқи күнигичә Әзра һәр күни Худаниң қанунидин бир парчә оқуп турди вә йәттә күн һейт қилип, сәккизинчи күни бәкитилгән түзүм бойичә йепилиш мәрасими өткүзди. *2 Һазирқи заман календари бойичә 3-айниң 8-күнигә тоғра келиду.
9 Хәлиқниң өз гуналириға товва қилиши 1 Бу айниң 24-күни исраиллар бир йәргә җәм болуп, роза тутти. Улар канап рәхткә йөгинип, бешиға топа чечип, қайғулирини ипадиләшти. 2 Улар аллибурун ят хәлиқләрдин айрилип кәткән еди. Улар орунлиридин туруп өзлири вә әҗдатлири өткүзгән гуналарға товва қилишти. 3 Улар үч саатқичә өрә туруп, Пәрвәрдигар — өзлири етиқат қилип кәлгән Худаниң Тәврат қанунини аңлиди, андин йәнә үч саат гуналириға товва қилип, Пәрвәрдигар Худаға сәҗдә қилди. 4 Лавийлардин Йешува, Бани, Қадмиел, Шибаня, Бунни, Шеребия, Бани вә Кинанилар өзлири үчүн ясалған пәләмпәйдә туруп Пәрвәрдигар Худаға үнлүк авазда дуа қилди. 5 Лавийлардин Йешува, Қадмиел, Бани, Хашабния, Шеребия, Һодия, Шибаня вә Питахялар хәлиққә мундақ чақириқ қилди: «Орнуңлардин туруп, Пәрвәрдигариңлар Худани мәдһийиләңлар, У әбәдил-әбәттур!» Андин улар мундақ дуа қилди: «Әй Худа, шанлиқ намиң мәдһийиләнгәй! Намиң пүткүл һәмдусана вә мәдһийиләрдин йүксәктур! 6 Сән бирдин-бир Пәрвәрдигардурсән! Сән асман, һәтта әрши-әла билән пүтүн юлтузларни вә йәр-зимин билән униңдики барлиғини вә деңиз-океанлар билән униңдики җимисини яраттиң. Сән пүткүл мәвҗудатларға җан бәргүчидурсән. Асмандики пәриштиләр Саңа сәҗдә қилиду. 7 Сән Пәрвәрдигар, Ибрамни таллиған Худадурсән, Сән уни калданларниң Ур шәһиридин елип чиқип, исмини Ибраһимға өзгәрттиң. 8 У өзиниң садиқлиғини көрсәткәндә, Сән униң әвлатлириға қананлар, хитлар, аморлар, пәриззиләр, йибуслар вә гиргашларниң зиминлирини беришкә униң билән келишим түздүң. Сән һәққаний болғанлиғиң үчүн вәдәңдә турдуң. 9 Сән әҗдатлиримизниң Мисирда харлиниватқанлиғини көрдүң, уларниң Қизил деңиздики налә-пәриятлирини аңлидиң. 10 Сән Мисир падишаси, униң әмәлдарлири вә униң хәлқигә қарши мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәттиң. Чүнки уларниң Өз хәлқиңни харлиғинини билип йәттиң. Сән мәңгү унтулмас нам-шөһрәт қазандиң. 11 Сән деңизни йерип хәлқиңгә йол ечип бәрдиң. Улар қуруқ йол билән деңиздин өтти. Уларни қоғлап кәлгәнләрни гоя қәһәрлик деңизға чөккән таштәк, чоңқур суға ғәриқ қилдиң. 12 Күндүзи уларға булут түврүги арқилиқ йол башлидиң, кечиси йолини от түврүги арқилиқ йоруттуң. 13 Сән Синай теғиға чүшүп, асмандин хәлқиңгә сөз қилип, уларға адил түзүмләр, һәқ қанунлар вә тоғра әмир-пәрманларни чүширип бәрдиң. 14 Сән уларға Өзәңгә беғишланған дәм елиш күнини билдүрдүң һәм хизмәткариң Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшәргән қанун вә әмир-пәрманлириңни бәрдиң. 15 Уларниң қарни ачқанда, асмандин йемәклик чүширип бәрдиң, уссиғанда қорам таштин су чиқирип бәрдиң. Сән уларға Өзәң вәдә қилған зиминға берип, униңға егидарчилиқ қилишни буйридиң. 16 Лекин әҗдатлиримиз тәкәббурлуқ вә бойни қаттиқлиқ қилип әмирлириңгә бойсунмиди. 17 Улар бойсунмаслиқ қилип, өзлири үчүн көрсәткән мөҗүзилириңни унтуди. Улар бойни қаттиқлиқ қилип, Мисирдики қуллуғиға қайтишқа бир башлиқ тайинлавалди. Лекин Сән шәпқәтлик, рәһимдил һәм меһриван, асанлиқчә ғәзәпләнмәйдиған вә меһир-муһәббитиң чәксиз Худадурсән. Шуңлашқа Сән уларни ташлавәтмидиң. 18 Һәтта улар мозай шәклидә бут ясап, ‹бу бизни Мисирдин елип чиққан илаһ› дәп, Саңа еғир һақарәт кәлтүрди. 19 Лекин Сән рәһимдиллигиң билән уларни чөлдә ташлавәтмәй, күндүзи йол башлиған булут түврүгини вә кечиси йол көрсәткән от түврүгини улардин айримидиң. 20 Сән уларға тәлим беришкә пак нийәт Роһуңни ата қилдиң. Уларниң қосиғидин маннани* айимидиң вә уссузлуғиға су бәрдиң. 21 Сән қириқ жил уларниң чөл-баявандики пүтүн еһтияҗини қандурдуң, улар кам-котисиз болди, кийим-кечәклири упримиди вә путлириму ишшимиди. 22 Сән әҗдатлиримизниң падишалиқлар вә хәлиқләр үстидин ғалибә қилишиға ярдәмдә болуп, хәлқиңни у зиминниң һәрқайси җайлириға орунлаштурдуң. Улар Сихон падишаниң Хәшбон шәһири вә әтрапидики зиминини вә Ог падишаниң зимини Башанни ишғал қилди. 23 Сән уларға асмандики юлтузлардәк көп әвлат берип, уларни әҗдатлириға беришкә вәдә қилған зиминға башлап кәлдиң. 24 Улар бесип кирип у зиминни ишғал қилди. Сән уларға Қанан зимининиң аһалисини бойсундуруп бәрдиң. Сән у зиминниң падишалири вә хәлқини уларниң мәйличә бир тәрәп қилишиға тапшуруп бәрдиң. 25 Хәлқиң сепиллири мустәһкәм шәһәрләрни вә үнүмлүк йәрләрни тартивалди. Улар мал-дуния билән толған өйләргә, қезип қоюлған қудуқларға, үзүмзарлиқларға, зәйтунлуқларға вә мол мевә дәрәқлиригә егә болди. Улар қанғичә йәп-ичип, сәмиривалди вә ата қилған пүткүл немәтлириңдин һөзүрлинивалди. 26 Лекин хәлқиң Сәндин йүз өрүп, Саңа бойсунмай, қанунуңни ташлап қойди. Улар өзлирини Саңа қайтидин йеқинлишишқа дәвәт қилған пәйғәмбәрләрни өлтүрүп, Саңа еғир һақарәт кәлтүрди. 27 Шуңа Сән уларни зулум салидиған дүшмәнлириниң қолиға тапшуруп бәрдиң. Улар азап чекип Саңа йелинғанда, Сән асмандин уларниң йелинишлириға қулақ салдиң. Сән йүксәк рәһимдиллигиңдә уларни дүшмәнлиридин қутқузидиған кишиләрни әвәттиң. 28 Улар арам тапқандин кейин көз алдиңда йәнә яман иш қилди. Сән уларни йәнә дүшмәнлириниң қолиға тутуп бәрдиң. Лекин улар йәнә Саңа йелинғанда, Сән асмандин уларниң йелинишлириға қулақ селип, рәһимдиллигиңдә уларни көп қетим қутулдурдуң. 29 Сән уларни қайтидин қанунуңға баш егишкә дәвәт қилдиң. Лекин улар тәкәббурлишип, әмирлириңгә қулақ салмиди. Улар низамлириңға риайә қилмиди. Әгәр шундақ қилған болса еди, һаят йолини тапқан болатти. Улар Саңа тәрсалиқ билән бойни қаттиқлиқ қилип, бойсунушни рәт қилди. 30 Сән уларға узун жиллар сәвир-тақәтлик қилдиң һәм Роһуң билән пәйғәмбәрлириң арқилиқ уларни агаһландурдуң. Бирақ улар қулақ салмиди. Шуңа Сән уларни йәрлик хәлиқләрниң қолиға тутуп бәрдиң. 31 Бирақ Сән йүксәк рәһимдиллигиңдә уларни пүтүнләй һалак қилмидиң вә ташлавәтмидиң. Чүнки Сән меһриван вә рәһимдил Худадурсән! 32 Улуқ, қудрәтлик вә сүрлүк һәм мәңгү меһир-муһәббәтлик келишимидә туридиған Худайимиз, Ассур падишалири бизгә зулум салғандин тартип һазирғичә падишалиримиз, әмәлдарлиримиз, роһанийлиримиз, пәйғәмбәрлиримиз, ата-бовилиримиз вә пүтүн хәлқиң дуч кәлгән азап-оқубәтләргә сәл қаримиғайсән. 33 Сениң бизни җазалиғиниң һәқлиқтур. Сән вападар болдуң, лекин биз болсақ яманлиқ қилдуқ. 34 Падишалиримиз, әмәлдарлиримиз, роһанийлиримиз вә ата-бовилиримиз қанунуңға бойсунмиди, әмир вә агаһландурушлириңға қулақ салмиди. 35 Һәтта уларниң өз падишалиғи болуп, Сән уларға беғишлиған бепаян үнүмлүк топрақтики немәтлириңдин һөзүрлиниватқанда, яманлиқлиридин қайтмай Сениң йолуңда маңмиди. 36 Әнди биз қул болуп қалдуқ. Биз ата-бовилиримизниң мевә-чевә вә немәтләрдин һөзүрлиниши үчүн Сән уларға ата қилған зиминда қул болдуқ. 37 Бу топрақниң мол мәһсулатлири гунайимиз сәвәвидин Сән үстимиздин һөкүмранлиқ қилишқа қойған падишаларға мәнсүп болди. Улар биз вә мал-варанлиримизни халиғиничә башқуруватиду. Биз җәбир-зулум ичидә қалдуқ!» Җамаәтниң вәдинамә йезиши 38 Мана шу ишлар сәвәвидин биз вәдинамә яздуқ. Әмәлдарлиримиз, лавийлар вә роһанийлиримиз өз мөрлирини басти. *20 Манна — Исраиллар мисирдин чиқип чөлдә қириқ жил яшиғанда, Худа уларға ата қилған алаһидә йемәклик.
10 1 Мәзкүр вәдинамигә мөрлирини басқанлар: Хакаляниң оғли Йәһудийәниң башлиғи Нәхәмия вә Зидқия. 2 Роһанийлардин: Сирая, Азаря, Йәрәмия, 3 Пашхур, Амаря, Малкия, 4 Хаттуш, Шибаня, Маллук, 5 Харим, Миремот, Обадия, 6 Даниял, Гиннитон, Барук, 7 Мишуллам, Абия, Миямин, 8 Маазя, Билгай вә Шимаялар. 9 Лавийлардин: Азаняниң оғли Йешува, Хенададниң оғли Биннуй, Қадмиел 10 һәм уларниң хизмәтдашлиридин Шибаня, Һодия, Қилита, Пилая, Ханан, 11 Мика, Рихоб, Хашабя, 12 Заккур, Шеребия, Шибаня, 13 Һодия, Бани вә Бининулар. 14 Әмәлдарлардин: Паръош, Пахат-Моаб, Елам, Затту, Бани, 15 Бунни, Азгад, Бебай, 16 Адония, Бигвай, Адин, 17 Атер, Хизкия, Аззур, 18 Һодия, Хашум, Бесай, 19 Хариф, Анатот, Небай, 20 Магпиаш, Мишуллам, Хезир, 21 Мишезабъел, Задоқ, Яддуа, 22 Пилатя, Ханан, Аная, 23 Һошия, Һананя, Хашшуб, 24 Һаллоһеш, Пилха, Шобеқ, 25 Рихум, Хашабна, Маасея, 26 Ахия, Ханан, Анан, 27 Маллук, Харим вә Бааналар. Вәдинаминиң мәзмуни 28 Қалған хәлиқләрдин роһанийлар, лавийлар, ибадәтхана дәрвазивәнлири, мунаҗәтчилири, хизмәткарлири һәм Худаниң қануниға бойсунуш йолида бу зиминниң ят хәлиқлиридин өзлирини чәткә алғанлар, уларниң аяллири вә барлиқ әқил йешиға йәткән қиз-оғуллири 29 өзлириниң жут башлири билән биллә Худа алдида қәсәм қилди. Әгәр улар Худаниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қануниға хилаплиқ қилса, Худаниң қарғишиға кетиду. Улар Егимиз Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлиригә вә қаидә-низамлириға әмәл қилимиз, дәп қәсәм беришти: 30 «Биз бу зиминдики ят хәлиқләр билән некаланмаймиз. 31 Әгәр бу зиминдики ят хәлиқләр дәм елиш күни яки башқа муқәддәс күнләрдә озуқ-түлүк сетип сода-сетиқ қилса, биз улардин қәтъий сетивалмаймиз. Биз һәр йәттинчи жили йәрни дәм алдуримиз вә қәризләрни бекар қилимиз. 32 Биз ибадәтханиниң хираҗити үчүн һәр жили төрт граммдин күмүч бериш мәсъулийитимизни үстимизгә алимиз. 33 Бу хираҗәт Худаға аталған нанлар, күндилик ашлиқ һәдийәлири һәм көйдүрмә қурванлиқлар, дәм елиш күни, йеңи ай һәм бәлгүләнгән һейтларда қилинидиған һәдийәләр, Худаға аталған қурванлиқлар, исраилларниң гуналири үчүн кәчүрүлүш қурванлиқлири вә ибадәтхана хизмәтлири үчүн ишлитилиду. 34 Биз роһанийлар, лавийлар вә башқа барлиқ хәлиқ Тәврат қануниға бенаән Пәрвәрдигаримиз Худаниң қурванлиқ суписида қалинидиған отунларни һәр жили қайси җамаәтниң бәлгүләнгән вақитта ибадәтханиға елип келишини чәк ташлаш арқилиқ бәлгүләймиз. 35 Биз һәр жили тунҗа пишқан ашлиқ билән мевилиримизни ибадәтханиға елип келишни үстимизгә алимиз. 36 Тәврат қануниға бенаән биз тунҗа оғлимиз вә мал-варанлиримизни Худаниң хизмитидә болуватқан ибадәтханидики роһанийларға елип келимиз*. 37 Биз һәр жили әң яхши ун һәм башқа һәдийәләр, һәрхил мевиләр, шараплар вә зәйтун яғлирини ибадәтханиниң амбарлирида сақлаш үчүн роһанийларниң алдиға елип баримиз. Биз йеримиздин чиққан мәһсулатларниң ондин бир үлүшини лавийларға тапшуримиз. Лавийлар буни һәммә йезилиримиздин жиғиду. 38 Лавийлар буни жиққанда тунҗа баш роһаний Һарунниң әвлатлиридин бир роһаний улар билән биллә болуп, жиққанларни ибадәтхана амбарлириға елип бариду. 39 Исраиллар вә лавийлар һәдийә қилған ашлиқ, шарап вә зәйтун йеғини ибадәтханиниң сайманлири сақлинидиған вә новәтчи роһанийлар, ибадәтхана дәрвазивәнлири һәм мунаҗәтчилири туридиған ибадәтхана өйлиригә елип бариду. Биз нәзиримизни ибадәтханидин нери қилмаймиз». *36 Тәврат қануниға бинаән тунҗи оғул вә тунҗи әркәк мал-варанлар Худаға мәнсуп болиду. Маллар қурбанлиқ сүпитидә ибадәтханиға елип келиниду. Тунҗи оғул бәдилигә қой қурбанлиқ қилиниду.
11 Йерусалимға олтирақлашқучилар 1 Хәлиқ йетәкчилири муқәддәс шәһәр Йерусалимда олтирақлашти, қалғанлар һәр он аилидин бири Йерусалимда турушқа чәк ташлашти. Чәк чиқмиғанлири өз жутлирида қелишти. 2 Хәлиқ Йерусалимда турушқа рази болғанларға бәхит-саадәт тилиди. 3 Бу Йерусалимда олтирақлашқан Йәһудийә өлкисиниң башлиқлириниң исимлиғи: (Қалған хәлиқләр, роһанийлар, лавийлар, ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайман падиша хизмәткарлириниң әвлатлири Йәһудийәдики башқа җайларға, йәни өз маканлириға олтирақлашти. 4 Йәһуда вә Бинямин қәбилисидин бәзиләр Йерусалимға олтирақлашти). Йәһуда қәбилә башлиқлиридин: Атая Уззияниң оғли, Уззия Зикирияниң оғли, Зикирия Амаряниң оғли, Амаря Шифатяниң оғли, Шифатя Маһалалъелниң оғли, Маһалалъел Парәзниң әвлади еди. 5 Маасея Барукниң оғли, Барук Колхозәниң оғли, Колхозә Хазаяниң оғли Хазая, Адаяниң оғли, Адая Йоярибниң оғли, Йояриб Зикирияниң оғли, Зикирия Шелаһниң әвлади еди. 6 Парәзниң Йерусалимда олтирақлашқан әвлатлиридин җәми 468 палван бар еди. 7 Бинямин қәбилисидин: Саллу Мишулламниң оғли, Мишуллам Йоедниң оғли, Йоед Пидаяниң оғли, Пидая Қолаяниң оғли, Қолая Маасеяниң оғли, Маасея Итиелниң оғли, Итиел Йишаяниң әвлади еди. 8 Униңдин башқа Габбай вә Саллай болуп, җәми 928 киши бар еди. 9 Зикриниң оғли Йоел уларниң башқурғучиси еди. Һассинуаниң оғли Йәһуда болса бу шәһәрниң иккинчи башлиғи еди. 10 Роһанийлардин: Йоярибниң оғли Йидая, Якин 11 вә Сирая, Сирая Хилқияниң оғли, Хилқия Мишулламниң оғли, Мишуллам Задоқниң оғли, Задоқ Мирайотниң оғли, Мирайот Ахитубниң оғли еди, Ахитуб болса ибадәтханиниң башқурғучиси болған еди. 12 Уларниң ибадәтханида хизмәт қилидиған хизмәтдаш роһанийлиридин җәми 822 киши бар еди. Адая Йирохамниң оғли, Йирохам Пилаляниң оғли, Пилаля Амзиниң оғли, Амзи Зикирияниң оғли, Зикирия Пашхурниң оғли, Пашхур Малкияниң оғли еди. 13 Адаяниң хизмәтдашлиридин җәми 242 җамаәт башлиғи бар еди. Амашсай Азаръелниң оғли, Азаръел Ахзайниң оғли, Ахзай Мишиллемотниң оғли, Мишиллемот Иммерниң оғли еди. 14 Амашсайниң хизмәтдашлиридин 128 палван бар болуп, уларниң башқурғучиси Һагидолимниң оғли Забдиел еди. 15 Лавийлардин: Шимая Хашшубниң оғли, Хашшуб Азриқамниң оғли, Азриқам Хашабяниң оғли, Хашабя Бунниниң оғли еди. 16 Лавийлар йетәкчилиридин Шаббитай вә Йозабад ибадәтханиниң ташқи ишлириға җавапкәр еди. 17 Маттаня Миканиң оғли, Мика Забдиниң оғли, Забди болса Асафниң әвлади еди. У ибадәтханида тәшәккүр ейтиш вә дуа қилишқа йетәкчилик қилатти. Бақбуқя Маттаняниң ярдәмчиси еди. Абда Шаммуваниң оғли, Шаммува Галалниң оғли, Галал Йидутунниң оғли еди. 18 Муқәддәс шәһәр Йерусалимға олтирақлашқан лавийлар җәми 284 киши еди. 19 Ибадәтхана дәрвазивәнлиридин: Аққуб, Талмон вә уларниң хизмәтдашлири болуп, җәми 172 киши еди. 20 Қалған исраиллар, роһанийлар вә лавийлар Йәһудийәниң башқа җайлиридики өзи варислиқ қилидиған маканларға олтирақлашти. 21 Лекин ибадәтхана хизмәткарлири Йерусалимдики Офәл егизлигигә олтирақлашти. Улар Зиха билән Гишпаниң қол астида ишләтти. 22 Уззи Йерусалимға олтирақлашқан лавийларниң башлиғи болуп, у Баниниң оғли, Бани Хашабяниң оғли, Хашабя Маттаняниң оғли, Маттаня Миканиң оғли, Мика болса Асафниң әвладидин еди. Асафниң әвлатлири ибадәтханиниң мунаҗәтчилиригә җавапкәр еди. 23 Бу мунаҗәтчиләр падишаниң буйруғидики бәлгүлимә бойичә күндилик вәзиписини өтәтти. 24 Зәрахниң әвлатлиридин бири болған Питахя Мишезабъелниң оғли болуп, Йәһуда қәбилисигә мәнсүп еди. У Персийә падишасиниң хәлиқ ишлири мәслиһәтчиси еди. Башқа йәрләрдә турғучилар 25 Йәһудийәниң йезилири билән әтрапидики терилғу җайлириға кәлсәк, Йәһуда қәбилисидики бәзиләр Қирят-Арба, Дибон вә Йиқабзиел һәм уларниң әтрапидики йезиларға олтирақлашти. 26 Бәзилири Йешува, Молада, Бәйт-Пәләт, 27 Хазар-Шуал вә Бәәршәба һәм униң йезилириға, 28 Зиқлақ вә Микона һәм Миконаниң йезилириға 29 Енриммон, Зораһ һәм Ярмут, 30 Зановах вә Адуллам һәм уларниң йезилириға, Лакиш һәм униң терилғу җайлириға вә Азеқа һәм униң йезилириға олтирақлашти. Демәк, Йәһуда қәбилисидикиләр Бәәршәбадин Һинном җилғисиғичә болған җайларға олтирақлашти. 31 Бинямин қәбилисидикиләр Гәба, Микмас, Айяһ вә Бәйтәл һәм униң йезилириға 32 Анатот, Ноб, Ананя, 33 Хазор, Рамаһ, Гиттайим, 34 Хадид, Зибоим, Нибаллат, 35 Лод, Оно вә һүнәрвәнләр җилғисиға олтирақлашти. 36 Йәһудийәдә олтирақлишип қалған бәзи лавийларниң Бинямин қәбилисидикиләр билән биллә туруши бәлгүләнди.
12 Роһанийлар билән лавийларниң тизимлиги 1 Шиалтелниң оғли Зируббабәл вә баш роһаний Йешува билән биллә сүргүндин қайтип кәлгән роһанийлар вә лавийларниң тизимлиги төвәндикичә: Роһанийлардин: Сирая, Йәрәмия, Әзра, 2 Амаря, Маллук, Хаттуш, 3 Шиканя, Рихум, Миремот, 4 Иддо, Гиннетой, Абия, 5 Миямин, Маадя, Билгаһ, 6 Шимая, Йояриб, Йидая, 7 Саллу, Амоқ, Хилқия вә Йидаялар еди. Мана булар Йешува дәвридики роһанийларниң башлиқлири вә уларниң хизмәтдашлири еди. 8 Лавийлардин: Йешува, Биннуй, Қадмиел, Шеребия, Йәһуда вә Маттанялар еди. Маттаня хизмәтдашлири билән тәшәккүр нахшилири ейтишқа җавапкәр еди. 9 Уларниң хизмәтдашлири Бақбуқя вә Унни ибадәттә уларниң удулида туратти. Баш роһаний Йешуваниң әвлатлири 10 Баш роһаний Йешува Йояқимниң атиси, Йояқим Әляшибниң атиси, Әляшиб Йояданиң атиси еди. 11 Йояда Йонатанниң атиси, Йонатан Яддуаниң атиси еди. Роһанийларниң җамаәт башлиқлири 12 Йояқим баш роһанийлиқ вәзипә өтәватқан мәзгилдә роһанийларниң җамаәт башлиқлири төвәндикичә болған: Сирая җамаитидин Мирая, Йәрәмия җамаитидин Һананя, 13 Әзра җамаитидин Мишуллам, Амаря җамаитидин Йиһоханан, 14 Маллуки җамаитидин Йонатан, Шибаня җамаитидин Йүсүп, 15 Харим җамаитидин Адна, Мирайот җамаитидин Хәлқай, 16 Иддо җамаитидин Зикирия, Гиннитон җамаитидин Мишуллам, 17 Абия җамаитидин Зикри, Минямин җамаитидин бир башлиқ болған*. Моадя җамаитидин Пилтай, 18 Билгаһ җамаитидин Шаммува, Шимая җамаитидин Йиһонатан, 19 Йояриб җамаитидин Маттинай, Йидая җамаитидин Уззи, 20 Саллай җамаитидин Қаллай, Амоқ җамаитидин Ебәр, 21 Хилқия җамаитидин Хашабя, Йидая җамаитидин Нитанъел. Роһанийлар вә лавийларниң җамаәт хатириси 22 Әляшиб, Йояда, Йоханан вә Яддуалар баш роһаний болған мәзгилдә лавийларниң җамаәт башлиқлири ройхәткә елинған. Персийә падишаси Дариос һакимийәт тутқан мәзгилдә роһанийларниң җамаәт башлиқлири ройхәткә елинған. 23 Лекин ибадәтхана хатирә китавида ройхәткә елинған лавийларниң җамаәт башлиқлири пәқәт Әляшибниң нәвриси Йохананниң дәвригичила еди. Лавийларниң хизмәт тәхсимати 24 Лавийларниң җамаәт башлиқлиридин Хашабя, Шеребия, Йешува, Биннуй, вә Қадмиеллар болуп, улар башқа хизмәтдашлар билән биллә ибадәтләрдә Худаниң йеқин адими Давут падишаниң йол-йоруғи бойичә бир-биригә қариму-қарши турушуп, мәдһийә ейтишишлирини ейтишип, миннәтдарлиқ билдүрәтти. 25 Ибадәтхана дәрвазисиниң йенидики амбарларни сақлайдиған дәрвазивәнләр Маттаня, Бақбуқя, Обадия, Мишуллам, Талмон вә Аққублар еди. 26 Мана бу кишиләр Йозадақниң нәвриси Йешуваниң оғли баш роһаний Йояқимниң мәзгилидә, шундақла Йәһудийәниң башлиғи Нәхәмияниң вә роһаний һәм Тәврат устази Әзраниң заманида яшиған еди. Шәһәр сепиллириниң Худаға беғишлиниши 27 Йерусалим шәһириниң сепиллири Худаға беғишлинидиған чағда, лавийлар турған җайлиридин беғишлаш мәрасимиға қатнишишқа Йерусалимға тәклип қилинди. Улар мәрасимни шат-хорамлиқ ичидә миннәтдарлиқ билән җаң, чилтар вә лираларни челип, нәғмә қилип, нахша ейтишип тәбриклиди. 28 Мунаҗәтчиләр Йерусалим әтрапидики җайлардин, җүмлидин Нитофаниң йезилиридин, 29 Бәйт-Гилгалдин, Гәба вә Азмавәт қатарлиқ җайлардин келип жиғилди. Чүнки мунаҗәтчиләр өзлири үчүн Йерусалим әтрапидики йезиларни қуруп чиққан еди. 30 Роһанийлар билән лавийлар өзлирини паклап, андин җамаәтни паклиди. Кейин улар шәһәр дәрвазилири билән сепиллириниму паклаш мәрасими өткүзди. 31 Мән Йәһудийә әмәлдарлирини сепил үстигә жиғип, миннәтдарлиқ билдүрүшкә икки чоң хор өмәкни бәлгүлидим. Бири җәнубий йөнилиштики сепил үстидә Қиғ дәрвазисиға қарап жүрүп кәтти. 32 Һошая вә Йәһудийә әмәлдарлириниң йерими мунаҗәтчиләрниң кәйнидин жүрүш қилди. 33 Йәнә Азаря, Әзра, Мишуллам, 34 Йәһуда, Бинямин, Шимая вә Йәрәмияларму әгишип маңди. 35 Андин бәзи роһанийлар канай челип, Асаф әвладидин Зикирия билән маңди. Зикирия Йонатанниң оғли, Йонатан Шимаяниң оғли, Шимая Маттаняниң оғли, Маттаня Микаяниң оғли, Микая Заккурниң оғли Заккур болса Асаф әвладидин еди. 36 Уларниң кәйнидин Зикирияниң хизмәтдашлири маңди. Улар Шимая, Азаръел, Милалай, Гилалай, Маай, Нитанъел, Йәһуда вә Хананилар болуп, Худаниң йеқин адими Давут падишаниң музыка әсваплириға охшаш әсвапларни челип маңди. Бу топқа Тәврат устази Әзра йетәкчилик қилған еди. 37 Улар Булақ дәрвазисиға кәлгәндә, пәләмпәйләрдин чиқип, «Давут шәһириниң» әтрапидики сепилниң әң үстигә йетип кәлди. Андин улар Давут падишаниң ордисидин өтүп, шәриқтики Су дәрвазисиға кәлди. 38 Иккинчи хор өмәк миннәтдарлиғини билдүрүп, уларниң алдиға чиқиш үчүн башқа йолни чөрәдәп шималға жүрүп кәтти. Мән вә җамаәтниң қалған йерими уларниң кәйнидин әгишип маңдуқ. Улар сепил үстини бойлап, Тонурлар мунаридин өтүп, Кәң сепилгә йәтти. 39 Андин улар Әфрайим дәрвазисидин өтүп, Кона шәһәр дәрвазисиға кәлди. Улар Белиқ дәрвазиси вә Хананъел мунаридин өтүп, Йүз мунариға кәлди. Улар йәнә Қой дәрвазисиға қарап давамлиқ меңип, Қаравул дәрвазисида тохтиди. 40 Миннәтдарлиғини билдүрүватқан икки хор өмәк ибадәтханиға йетип келип, у йәрдин орун алди. Мәнму биллә кәлгән бир топ әмәлдарлар билән у йәрдин орун алдим. 41 Бизниң йенимиздин орун алғанлар канай чалғучи роһанийлар болуп, улар Әляқим, Маасея, Минямин, Микая, Әлйоенай, Зикирия вә Хананялар еди. 42 У йәрдә йәнә Маасея, Шимая, Әлъазар, Уззи, Йиһоханан, Малкия вә Езерләр бар еди. Мунаҗәтчиләр Йизрахяниң йетәкчилигидә үнлүк нахша ейтти. 43 Җамаәт у күни нурғун қурванлиқларни қилди һәм шат-хорамлиққа чөмди. Чүнки Худа уларға зор хошаллиқ ата қилған еди. Аяллар вә балиларму хошаллиққа чөмгән еди. Йерусалимдики шат-хорамлиқ жирақ җайларға аңлинатти. Ибадәтханиниң тәминати 44 У күни бәзи әрләр һәдийәләр, тунҗа алған һосул вә мәһсулатларниң ондин бир үлүши сақлинидиған ибадәтхана амбарлирини башқурушқа тайинланди. Улар роһанийлар вә лавийлар үчүн Тәврат қанунида бәлгүләнгән бойичә шәһәр сиртидики етизлардин үлүшни жиғивелишқа җавапкәр болди. Йәһудийәдики барлиқ хәлиқ роһанийлар вә лавийлар һәм уларниң иш-излиридин хурсән болди. 45 Чүнки улар паклаш мәрасимида Худаниң хизмитини өтәп кәлгән еди. Мунаҗәтчиләр вә дәрвазивәнләрму Давут падиша оғли Сулайманға буйруғинидәк өз хизмәтлирини қилишти. 46 Бурун Асаф яшиған Давут падиша заманисида ибадәтхана мунаҗәтчилириниң йетәкчилири болуш һәм мәдһийә нахшилири вә Худаға миннәтдарлиқ билдүрүш нахшилириниң болуши адәт болған еди. 47 Әнди болса Зируббабәл вә Нәхәмия заманисида барлиқ исраиллар мунаҗәтчиләргә, дәрвазивәнләргә вә башқа лавийларға күндилик озуқлуқни тәминләп бәрди. Лавийлар болса роһанийларға тапқининиң үлүшини бәрди. *17 Әслидики ибраний қолязмилирида бу йәрдики исим чүшүп қалған.
13 Нәхәмияниң хәлиқниң хаталиқлирини түзитиши 1 У күндә Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики язмилар җамаәткә оқулди. Униңда: «Аммонлар вә моабларниң ибадәткә қатнишишиға қәтъий рухсәт йоқ», дейилгән бөләк байқалди. 2 Чүнки бурун улар исраиллар Мисирдин чиққан вақитта уларни озуқ-түлүк вә су билән тәминлимәй, әксичә исраилларға ләнәт ейтиш үчүн Билъамни яллиған еди, амма Худайимиз бу ләнәтни бәхиткә айландурған еди. 3 Җамаәт Тәврат қанунини аңлиған һаман, арилашма хәлиқләрни җамаәт арисидин чиқиривәтти. 4 Буниңдин бурун роһаний Әляшиб ибадәтханиниң амбарлирини башқурушқа тайинланған еди. Униң аммонлардин болған Тобия билән туққанчилиғи бар еди. 5 У бурун ашлиқ һәдийәлири, хушбой буюмлар, ибадәтхана сайманлири вә ашлиқ, шарап һәм зәйтун йеғиниң ондин бир үлүши қоюлған бир еғиз йоған өйни Тобияға тәйярлап бәргән еди. Бу нәрсиләр әмир бойичә мунаҗәтчиләр, дәрвазивәнләр вә башқа лавийларға берилидиған болуп, уларниң арисидики бәзи үлүшлири роһанийларға бериләтти. 6 Бу ишлар йүз бәргәндә, мән Йерусалимда әмәс едим. Бабил падишаси Артахшастиниң 32-жили мән падишаниң йениға бардим. Кейин мән қайтиш үчүн униң рухситини соридим. 7 Мән Йерусалимға йетип кәлгәндә Әляшибниң Тобияға ибадәтхана һойлисидин бир еғиз өйни аҗритип бәргән яманлиғини байқидим. 8 Мән бәк аччиқлинип, Тобияниң барлиқ бисатини у өйдин ачиқип ташлидим. 9 Мән роһанийларға бу өйләрни мәрасим бойичә паклашни һәм ибадәтхана сайманлири, сунулған ашлиқ һәдийәлири вә хушбой буюмларни у өйгә қайтуруп әкиришни буйридим. 10 Мән йәнә лавийларниң күндилик тәминат озуқлуғини бәрмигәнлигини байқидим. Шуңа Худаниң хизмитидә болидиған мунаҗәтчиләр билән башқа лавийлар етизлириға ишләшкә кәткән еди. 11 Шуниң билән мән әмәлдарларни әйипләп: — Немә үчүн ибадәтхана хизмити нәзириңлардин ташлинип қалди? — дедим. Мән йәнә мунаҗәтчиләр вә башқа лавийларни чақирип, өзигә тегишлик хизмәтлирини қайтидин қилдурдум. 12 Йәһудийәдики барлиқ хәлиқ йәнә бир қетим ашлиқ, шарап һәм зәйтун йеғиниң ондин бир үлүшини ибадәтхана амбарлириға елип келишкә башлиди. 13 Мән роһаний Шәләмя, хәтчи Задоқ вә лавийлардин болған Пидаяни амбарларға җавапкәр қилдим. Мән йәнә Маттаняниң нәвриси һәм Заккурниң оғли Хананни уларға ярдәмчи қилдим. Булар ишәнчлик адәмләр болуп, хизмәтдашлири лавийларға адиллиқ билән тәхсим қилишқа җавапкәр еди. 14 Әй Худа, бу яхши ишни ядиңда тутқайсән һәм садақәтмәнлик билән ибадәтханиға вә униң хизмәтлиригә қилғанлиримни унтуп қалмиғайсән! 15 У күнләрдә мән бәзи йәһудийларниң дәм елиш күнидә үзүм йәнчиватқанлиғини көрдүм. Адәмләрниң йәнә ашлиқ елип келиватқанлиғини вә ешәклиригә артиватқанлиғини көрдүм. Улар дәм елиш күнидә үзүм, әнҗир, шарап вә һәрхил мәһсулатларни Йерусалимға елип келивататти. Шуниң билән мән уларни бу күндә мәһсулатлирини сатмаслиққа агаһландурдум. 16 Йерусалимда турған Тир шәһиридин кәлгәнләр белиқ вә һәрхил товарларни елип келип, дәм елиш күнидә Йәһудийәдикиләргә сетивататти, һәтта Йерусалимдиму шундақ қиливататти. 17 Шуниң билән мән йәһудийларниң җамаәт әрбаплирини әйипләп, мундақ дедим: — Немә үчүн бундақ яманлиқ билән дәм елиш күнини булғайсиләр? 18 Әҗдатлириңлар шундақ қилмиғанмиди? Шуниң билән Худайимиз бу балаю-апәтни бизгә вә бу шәһәргә яғдурған еди. Һазир силәр дәм елиш күнини булғаш арқилиқ исраилларға қарши техиму зор ғәзәпни қозғаватисиләр! 19 Шуниң билән мән дәрвазиларни дәм елиш күнидин авал, күн патқанда тақашни вә дәм елиш күни өтүп кәтмигичә ачмаслиқни буйридим. Мән дәм елиш күнидә һәрқандақ жүк кирмисун, дәп хизмәткарлиримни дәрвазиларға қойдум. 20 Һәрхил товарларни әкәлгән содигәрләр вә сетиқчилар бир яки икки қетим Йерусалимниң сиртида кечини өткүзди. 21 Шуниң билән мән: — Немә үчүн кечини сепил сиртида өткүзисиләр? Әгәр йәнә шундақ қилсаңлар, әдивиңларни беримән! — дәп агаһландурдум. Шуниңдин кейин улар дәм елиш күнидә қайта кәлмиди. 22 Андин мән дәм елиш күниниң муқәддәслигини сақлаш үчүн, лавийларниң өзлирини паклап, дәрвазиларға қаравуллуқ қилишини буйридим. Әй Худайим, буниң үчүн мени ядиңда тутқайсән һәм йүксәк мәңгүлүк меһир-муһәббитиң билән маңа рәһим-шәпқәт көрсәткәйсән! 23 Шу күнләрдә мән ашдод, аммон вә моаблардин өйләнгән бәзи йәһудийларни көрдүм. 24 Техиму ямини, уларниң балилириниң йерими дегидәк өз йәһудий тилимизни билмәй, пәқәт ашдодлуқ яки башқа хәлиқләрниң тилинила сөзләләтти. 25 Шуниң билән мән уларни әйипләп, уларға ләнәт йеғишини тилидим. Бәзилирини уруп, чечини жулдум. Мән уларни балилириниң йәрликләр билән той қилишиға йол қоймаслиғи үчүн Худа алдида қәсәм ичкүздүм. 26 Мән уларға мундақ дедим: — Бу исраилниң Сулайман падишасиниң гуна өткүзүшкә аздурулғинидәк бир иш әмәсму? Һәрқандақ милләттин униңға селиштурғудәк падиша болмиған, Худа униңға меһир-муһәббәт көрситип, уни исраилларниң падишаси қилип тиклигән. Бирақ шундақ болсиму, у ят милләтләрдин болған аялларниң аздуруши билән гуна өткүзгән. 27 Әнди силәр қандақларчә башқа милләтләрдин өйлинип, гуна өткүзүп, Худаға садақәтсизлик қилишни ойлашқа җүръәт қилалидиңлар? 28 Баш роһаний Әляшибниң оғли Йояданиң бир оғли хоронлуқлардин болған Санбаллатниң қизини алған, шуниң билән мән уни җамаәт алдида қоғлап чиқардим. 29 Әй Худайим, бу адәмләрни һәм уларниң роһанийлиғини вә Сениң роһанийлар һәм лавийлар билән түзгән келишимиңни булғиғинини есиңдә тутқайсән! 30 Шуниң билән мән хәлиқни һәрқандақ ят хәлиқләрдин жуққан яман тәсирләрдин паклидим. Мән роһанийларға вә лавийларға вәзипә бәкитип, һәрбир адәмгә өз хизмитини бәрдим. 31 Мән йәнә бәлгүлүк вақитта отунларниң һәм тунҗа пишқан мевиләрниң қурванлиқ суписиға елип келинишини орунлаштурдум. Әй Худа, мени ядиңда тутқайсән, маңа меһриванлиқ қилғайсән!
|
||