«Малаки»

_

_
1

    1 Бу Пәрвәрдигарниң Малаки пәйғәмбәр арқилиқ исраилларға чүшәргән пәйғәмбәрлик сөзидур.

Пәрвәрдигарниң исраилларға болған меһир-муһәббити

    2 Пәрвәрдигар: «Мән силәргә меһир-муһәббәт көрситип кәлдим», дәйду.

Лекин силәр: «Растму? Сән бизгә қандақ меһир-муһәббәт көрсәттиң?» дәп сорайсиләр.

Пәрвәрдигар җававән мундақ дәйду: «Яқупниң акиси Әсав әмәсму? Лекин Мән әҗдадиңлар Яқупқа меһир-муһәббәт көрсәттим, амма Әсавни рәт қилдим. Әсавға тәхсим қилған тағларни дәшт-баяванға айландуруп, уни чилбөриләргә ташлап бәрдим».

Әсавниң әвлади болған идомлуқлар, бәлким: «Бизниң жутимиз вәйран қилинсиму, амма биз бу харабиликни қайтидин қуруп чиқалаймиз», дәйду.

Бирақ қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Бәлким улар йәнә қайтидин қуруп чиқар, амма Мән йәнә вәйран қиливетимән. Уларниң зимини ‹яманлиққа толған›, хәлқи ‹Пәрвәрдигарниң мәңгүлүк ғәзивигә учриған› дәп нам алиду. Силәр у ишларни өз көзүңлар билән көрүп, ‹Пәрвәрдигарниң улуқлуғи Исраилниң зиминидин һалқип кетәр!› дәйсиләр».

Пәрвәрдигарниң роһанийларни тәнқит қилиши

     6 Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Оғул атисини, чакар ғоҗайинини һөрмәт қилар. Әгәр Мән бир Ата болсам, қени Мениң һөрмитим? Әгәр Мән бир Ғоҗайин болсам, қени Маңа болған бойсунушуңлар? Силәр роһанийлар Мениң намимни дәпсәндә қилдиңлар, амма силәр ‹қандақ дәпсәндә қилдуқ?› дәп сорайсиләр.

Силәр напак һәдийәләрни қурванлиқ супамға қоюп, Маңа атидиңлар. Шундақ туруп, силәр йәнә ‹Сени қандақ хапа қилдуқ?› дәп сорайсиләр. Силәр Мениң қурванлиқ супамни һөрмәт қилмисақ болувериду, дәп ойлайдикәнсиләр. Силәрниң кор мални қурванлиқ қилғиниңлар тоғриму? Нака вә кесәл мални қурванлиқ қилғиниңлар тоғриму? Мән қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәймәнки: Өз һакимиңларға шундақ соғини берип, синап беқиңларчу, қени, у хурсән боламдикин? У силәргә шәпқәт көрситәмдикин?

Әнди силәр Мән Худаниң меһир-шәпқитигә еришиш үчүн йелинип беқиңлар. Силәр әшундақ қурванлиқларни сунғиниңларда, Худа силәргә шәпқәт қиларму?!»

10 Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Бириңлар ибадәтханиниң дәрвазилирини тақиветиңларчу, шундақ қилсаңлар, Мениң қурванлиқ супамда от йеқип, әрзимәс қурванлиқларни сунуп олтармайсиләр. Мән силәрдин рази әмәсмән. Әнди Мән силәрниң қолуңлардин қурванлиқ қобул қилмаймән. 11 Күн чиқиштин тартип күн петишқичә болған хәлиқләр Мениң намимни улуқлайду. Һәммә йәрдә Мениң намимға атап исриқ салиду вә пак һәдийәләрни суниду. Мениң намим пүткүл хәлиқләр арисида улуқтур.

12 Амма силәр роһанийлар Маңа һөрмәтсизлик қилдиңлар. Силәр Мән Егәңларниң қурванлиқ суписини көзгә илмай, биз бу супида әрзимәс йемәкликләр вә қурванлиқларни сунсақму болувериду, дәп ойлайсиләр. 13 Силәр Егәңларға хизмәт қилишни бәк аваричилиқ дәп ойлап, Мени мәнситмидиңлар. Ойлап беқиңлар! Силәр оғрилап келингән яки нака, кесәл һайванларни қурванлиқ қилисиләр! Мән силәрниң қоллириңлардин шундақ қурванлиқларни қобул қиламдимән?

14 Мән Егәңларға, өз маллири арисидин сағлам әркәк мални қурванлиқ қилишқа вәдә қилип туруп, мәйип мални қурванлиқ қилған алдамчиға қарғиш тәгсун». Мән қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәймәнки: «Мән болсам, улуқ Падиша, пүткүл хәлиқләр Мәндин қорқуши керәк».

_

*1  Малаки — мәниси «Әлчим».


2

Пәрвәрдигарниң роһанийларни агаһландуруши

     1-2 Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәйдуки: «Әй роһанийлар, бу силәргә берилгән әмир. Әгәр Маңа қулақ салмисаңлар вә Мениң намимни һөрмәтләшни чин қәлбиңларға пүкмисәңлар, Мән силәргә ләнәт яғдуримән, бәрикәтлириңларға ләнәт яғдуримән. Дәрвәқә, шундақ қилдим, чүнки силәр намимни һөрмәтләшни чин қәлбиңларға пүкмидиңлар. Мән силәрниң әвладиңларни җазалаймән вә силәрниң һейтларда қилған қурванлиғиңларниң мәйнәтчиликлирини йүзүңларға сүркәймән, шундақла, силәрни шу мәйнәтчиликләр билән биргә ташлаветимән. Шуниңда силәр Мениң лавийлар билән түзгән келишимимни давамлаштуруш тоғрисида қилған әмримниң мәхситини билип қалисиләр. Мана бу Мән қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң сөзлиридур!»

«Лавийлар билән түзгән келишимимниң мәхсити һаятлиқ вә аманлиқни ата қилиш болуп, дәрвәқә, Мән уни уларға ата қилдим. Бу келишимимдә уларниң Мени һөрмәтлиши тәләп қилинған еди. Улар Маңа ихласмән болди вә Мени һөрмәтлиди. Улар хәлиққә һәқиқәтни үгәтти, уларниң ағзидин натоғра сөзләр чиқмиди. Улар инақлиқ вә дуруслуқ йолида Мән билән биллә маңди. Улар нурғун кишиләрни гуна йолидин қайтуруп кәлди. Роһанийларниң ағзидин чиққан тәлим Пәрвәрдигарниң һәқиқитини сақлап қелиши керәк. Хәлиқ уларни издәп, улардин савақ елиши лазим, чүнки улар қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң әлчилиридур. Бирақ силәр роһанийлар һазир Пәрвәрдигарниң йолидин чәтнәп кәттиңлар. Силәрниң тәлимлириңлар нурғун кишиләрни гуна йолиға киргүзүп қойди. Силәр Мениң лавийлар билән түзгән келишимимни буздуңлар», деди қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар. Пәрвәрдигар йәнә: «Мән силәрни пүтүн хәлиқ алдида камситилишқа вә харлиққа дучар қилдим. Чүнки силәр Мениң йолумда маңмай, кишиләргә тәлим бәргиниңларда айримчилиқ қилдиңлар», деди.

Нека вә аҗришиш тоғрисида

     10 Һәммимизниң Худа Атимиз бир әмәсму? Һәммимизни Худа яратқан әмәсму? Шундақ туруп, биз немә үчүн бир-биримизни алдап, әҗдатлиримизниң Худа билән түзгән келишимини бузимиз? 11 Йәһудийә хәлқи Пәрвәрдигарға сәмимийәтсизлик қилди. Улар Исраилда, һәтта Йерусалимда жиркиничлик гуна өткүзди. Улар бутларға чоқунидиған аяллар билән той қилип, Пәрвәрдигар яхши көридиған ибадәтханини булғиди. 12 Шундақ иш қилғанларни, у ким болушидин һәм қандақ һәдийә сунушидин қәтъий нәзәр Пәрвәрдигар Исраил җамаитидин йоқатқай.

13 Силәр йәнә шундақ иш қиливатисиләр, силәр Пәрвәрдигарниң қурванлиқ суписини көз-йешиңларға чилаватисиләр, үн селип, өксүп жиғлаватисиләр. Чүнки Пәрвәрдигар силәрниң һәдийәлириңларға қарапму қоймайватиду вә уни қобул қилмайватиду. 14 Силәр йәнә: «Пәрвәрдигар немә үчүн бизниң һәдийәлиримизни қобул қилмайдиғанду?» дәп сорайсиләр. Пәрвәрдигар яшлиқ чеғиңларда аялиңларға қилған қәсимиңларға гувадур. Чүнки некалинип алған һәмрайиң саңа садақәтмән болсиму, амма сән униңға садақәтсизлик қилдиң.

15 Пәрвәрдигар сени вә аялиңни бир тән, бир җан қилмиғанмиди? Җисманий вә роһий җәһәттә силәр Пәрвәрдигарға мәнсүп. Пәрвәрдигар силәрдин немини күтиду? Силәрниң бир тән, бир җан болуш арқилиқ Худа йолида маңидиған пәрзәнтләрниң дунияға келишини күтиду. Шуңа қәлбиңларни пак тутуп, қәдинас аялиңларға садиқ болуңлар.

16 Пәрвәрдигар — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа: «Мән аҗришишқа нәпрәтлинимән», дәйду. «Аҗришиш худди бирсигә қилған зораванлиқ билән баравәрдур. Шуңа қәлбиңларни пак тутуп, садақәтсизлик қилмаңлар!»

Пәрвәрдигарниң Өз әлчисини әвәтиши

     17 Силәр гәп-сөзүңлар билән Пәрвәрдигарни безар қилдиңлар. Лекин силәр: «Биз Уни қандақ безар қиптуқ?» дәп сорайсиләр. Силәр: «Пәрвәрдигарниң нәзиридә яманлиқ қилғучиларму яхшидур, йәнә келип Пәрвәрдигар улардин хурсәндур», «Қени адил Худа?» дәп билҗирлап Уни безар қилдиңлар.

_

3

     1 «Мана, әнди Мән Пәрвәрдигар Өз әлчимни әвәтимән. У Маңа йол һазирлайду. Андин силәр тәлмүрүватқан Егәңлар, йәни силәр төрт көз билән күтүватқан, келишим хәвирини йәткүзгүчи Әлчим тосаттин Өз ибадәтханисиға келиду, У чоқум келиду!» деди қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар.

«Амма У кәлгәндә кимму бәрдашлиқ берәләйду? У ашкарә болғанда кимму Униң алдида дәс туралайду? Чүнки У күмүч тавлайдиған отқа охшайду, У кирләрни жуюп ақартиветидиған күчлүк совунға охшайду. У күмүчни отта тавлап әхлитидин айрийдиған адәмгә охшаш, лавийларниму алтун-күмүч тавлиғандәк тавлап паклайду. Шуниң билән улар Мән Пәрвәрдигарға, Мән қобул қилалайдиған һәдийәләрни суналайду. Андин бурунқидәк, Йәһуда вә йерусалимлиқларниң сунған һәдийәлири Мән Пәрвәрдигарни хурсән қилидиған болиду.

Шу чағда Мән силәрни сораққа тартимән, Мәндин қорқмайдиған барлиқ бахшилар, нека садиқлиғини бузғучилар, сахта гувачилар, ишчиларниң иш һәққини йәвалидиғанлар, тул хотун, житим-йесирларни хорлайдиғанлар вә мусапирларни бозәк қилидиғанлардин һесап алимән. Мана булар Мән қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң сөзлиридур».

Пәрвәрдигарниң товва қилишқа чақириқ қилиши

     6 «Мән Пәрвәрдигар өзгәрмәстурмән. Шу сәвәптин Яқупниң әвлатлири болған силәр вәйран қилинмидиңлар. Силәр әҗдадиңлар заманидин тартип Мениң әмир-пәрманлиримдин чәтнәп, униңға бойсунуштин баш тартип кәлдиңлар. Әнди силәр Мениң йолумға қайтип келиңлар, Мәнму силәргә қайта яр болай. Бирақ силәр: ‹Биз әзәлдин чәтнәп кәтмигән турсақ, қандақ қайтимиз?› дәп сорайсиләр.

Адәм Худаниңкидин оғрилиса боламду? Дәрһәқиқәт, силәр Мениңкидин оғрилидиңлар. Бирақ силәр: ‹Биз қандақларчә Сениңкидин оғрилалаймиз?› дәп сорайсиләр. Силәр Маңа тегишлик болған ондин бир үлүшни вә һәдийәләрни оғрилидиңлар. Пүтүн хәлқиңлар Мениңкидин оғрилиғанлиғидин, силәргә ләнәт яғиду. 10 Ондин бир үлүшниң һәммисини ибадәтхана амбириға әкелиңлар, шунда ибадәтханамда йетәрлик ашлиқ болиду. Бу ишта Мени — қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарни синаңлар! Мениң силәр үчүн җәннәтниң дәрвазилирини ечип, силәргә мол бәхит-саадәт яғдурғанлиғимни көрисиләр. 11 Мән зираәтлириңларни зияндаш һашарәтләрниң вәйран қилишидин қоғдаймән. Силәрниң үзүмлириңлар пишқичә чүшүп кәтмәй сапиғида туриду», деди қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар. 12 «Зиминиңларниң үнүмлүгидин барлиқ милләтләр силәргә ‹бәхит қонупту› дейишиду! Мана булар Мән қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң сөзлиридур».

Пәрвәрдигарниң рәһимдилликни вәдә қилиши

     13 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр үстүмдин яман гәп қилдиңлар. Амма силәр Мәндин: ‹Бу немә дегиниң? Биз Саңа қандақ яман гәп қиптуқ?› дәп сорайсиләр.

14 Силәр йәнә: ‹Худаға хизмәт қилиш бекар, биз Униң әмирлиригә бойсунуп яки қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң алдида һәсрәт чекип, гуналиримизға товва қилип, немигә ериштуқ? 15 Һазир тәкәббурлар бәхит тепип, яманлиқ қилғучилар гүлләп яшнаватиду. Улар Худани синап туруп йәнә қечип қутулдиғу!› дәйсиләр».

16 Пәрвәрдигарға ихласмәнләр бу ишлар тоғрисида өз ара параңлашти. Пәрвәрдигар уларниң сөзлирини қулақ селип аңлиди. Пәрвәрдигарниң һозурида Униң ихласмәнлириниң вә Униң наминиң шан-шәривини издигүчиләрниң исми оралма хәткә ройхәт қилип йезилғандур.

17 Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәйдуки: «Мән һөкүмүмни әмәлгә ашуридиған күндә улар Маңа мәнсүп болуп, Мениң қиммәтлик Өз хәлқим болиду. Худди ата өзиниң бойсунидиған балисиға рәһим қилғандәк, Мәнму уларға рәһим қилимән. 18 Шу чағда силәр Мениң һәққаний адәм билән яман адәмни, Маңа хизмәт қилған адәм билән қилмиған адәмни пәриқләндүридиғанлиғимни билип қалисиләр».

_

4

Пәрвәрдигарниң Өз һөкүмини әмәлгә ашуридиған күнниң йеқинлишиши

     1 Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәйдуки: «Бир күн келидуки, у күн худди тонурдики лавулдап көйүватқан оттәк болиду. Шу күни тәкәббурлар вә яманлиқ қилғучилар самандәк көйдүрүп ташлиниду. Улардин нә йилтиз, нә шах-шумбиғичә һеч нәрсә қалмайду».

«Амма Мениң намимни һөрмәтлигән силәргә болса адаләтлик қуяш чиқип, шипалиқ нурлирини чачиду. Силәр яйлаққа қоюветилгән мозайлардәк шатлинип, сәкрәп жүрисиләр. Мән һөкүмүмни әмәлгә ашуридиған күндә силәр яманлиқ қилғучиларни худди тапиниңлар астидики күлдәк дәссәйсиләр», деди қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар.

«Мән Синай теғида хизмәткарим Муса арқилиқ барлиқ Исраил хәлқигә чүшәргән Тәвраттики әмир-пәрманлиримға бойсунушни чин қәлбиңларға пүкүңлар.

Билип қоюңларки, Мән Пәрвәрдигарниң улуқ вә қорқунучлуқ күни келиштин бурун силәргә Илияс пәйғәмбәрни әвәтимән. У атиларни балилириға, балиларни атилириға чин жүрәклиридин яраштуриду. Шундақ болмиса, Мән бу зиминға ләнәт яғдуримән».