Титусқа йезилған хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу хәтниң муәллипи әлчи Павлус болуп, у бу хәтни Крит арилидики яш, ишәнчлик ярдәмчиси Титусқа язған. Титус йәһудий әмәс мәсиһий болуп, у Павлус билән Крит арилидикиләргә әң авал Хуш Хәвәр йәткүзгән. Павлус Крит арилидин айрилиштин бурун, мәсиһийләр җамаитини тәртипкә селиш үчүн, Титусни шу йәрдә қалдурған.
Бу хәттә Павлус мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилиридә болушқа тегишлик мүҗәз-хулуқларни тилға елип, Титусқа җамаәттики йеши чоң әр вә аяллар, яш әрләр вә қулларға тәлим бериш тоғрисида несиһәтләрни бәргән. Павлус йәнә Титусқа мәсиһийләр қилишқа тегишлик ишлар вә уларда болушқа тегишлик позицияни уларниң есигә селишни тапилиған.

Тезис:

1. Салам (1-бап 1-4-айәтләр)

2. Җамаәт йетәкчилиридә болушқа тегишлик мүҗәз-хулуқ (1-бап 5-16-айәтләр)

3. Җамаәт әзалириниң җавапкәрчилиги (2-бап)

4. Йол-йоруқ вә агаһландуруш (3-бап 1-11-айәтләр)

5. Ахирқи сөз (3-бап 12-15-айәтләр)