Рут

Қисқичә чүшәндүрүш

 Муқәддәс Китапниң «Сәрдарлар» қисмида хатириләнгән азап-оқубәтлик күнләр билән «Рут» қисмидики азап-оқубәтлик күнләр бир вақитта йүз бәргән. Сәрдарлар исраиллар үстидин һөкүмранлиқ жүргүзгән чағлар — исраиллар Қанан зиминиға җайлашқандин тартип таки падишалиқни қурушқичә болған вақитни, йәни тәхминән миладидин бурунқи 13-әсирдин 11-әсиргичә болған вақитни өз ичигә алиду. Сәрдарлар — Худа тәрипидин тайинланған адәмләр болуп, улар әйни чағда өз хәлқини йетәкләп, уларни хошна хәлиқләрниң бозәк қилишидин қутулдуратти. Тинич вақитларда болса, улар хәлиқләр арисида сот қилатти.
«Сәрдарлар» қисмида Худаниң хәлқи қайта-қайта Пәрвәрдигардин йүз өргәндә учриған бала-қазалар йезилған. Дәл буниң әксичә, Муқәддәс Китапниң «Рут» дегән қисмида Пәрвәрдигарға садақәтмән бир қанчә қәһриманларниң пәйда болғанлиғи, шундақла ят хәлиқтин болған Рутниң исраил хәлқи етиқат қилип кәлгән Худаға йүзлиниш билән бәхитлик болуп, Худаниң садиқ хәлқиниң бир әзасиға айланғанлиғи йезилғандур.
Китавимизниң баш шәхси Рут моаблиқ болуп, у бир исраилға некалиниду. Йолдиши өлүп кәткәндин кейин, қейинанисиға чоңқур вападарлиғини көрситип, униң билән биллә Исраилға бариду. Шундақла исраиллар етиқат қилип кәлгән Худани қобул қилиду.
Ахирида алдинқи йолдишиниң исраил туққанлиридин биригә некалиниду. Униң аилисидин Исраилниң улуқ падишаси Давут келип чиқиду. Рут исраилниң улуқ падишаси Давутниң чоң момиси болуп, исраил тарихида муһим орунни егилигән аял.

Тезис:

1. Әлимәләк аилисиниң Моабқа бериши (1-бап 1-айәттин 5-айәткичә)

2. Наоми билән Рутниң Бәйтләһәмгә қайтип келиши (1-бап 6-айәттин 22-айәткичә)

3. Рутниң Боазниң етизида башақ териши (2-бап)

4. Рутниң хаманға берип, Боаз билән көрүшүши (3-бап)

5. Боазниң Рутни некайиға елиши (4-бап 1-айәттин 12-айәткичә)

6. Падиша Давут Боаз билән Рутниң әвладидур (4-бап 13-айәттин 22-айәткичә)