Юһанна язған иккинчи хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Муәллип бу хетини «Худа тәрипидин талланған ханимға вә униң пәрзәнтлиригә», йәни мәлум бир һәқиқий мәсиһий ханимға яки мәлум бир мәсиһийләр җамаитигә язған. У бу хетидә мәсиһийләрни бир-биригә меһир-муһәббәт көрситишкә, Әйса Мәсиһ һәққидики тәлимләрдә чиң турушқа вә Әйса Мәсиһниң инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилмайдиған сахта тәлим бәргүчиләрдин һәзәр әйләшкә чақирған. Муәллип өзиниң шу мәсиһийләр билән тезирәк көрүшүш арзусини ипади-ләш билән хетини тамамлиған.

Тезис:

1. Салам (1-3-айәтләр)

2. Меһир-муһәббәтлик һаят (4-6-айәтләр)

3. Сахта тәлим бәргүчиләрни рәт қилиш (7-11-айәтләр)

4. Ахирқи сөз (12-13-айәтләр)