Юһанна язған биринчи хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу хәтниң муәллипи дәл «Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр», Юһанна язған иккинчи вә үчинчи хәтниң муәллипи Юһанна болуп, у Әйса Мәсиһ-ниң әлчилириниң бири еди.
Униң бу хәтни йезиштики мәхсити мәсиһийләрни Әйса Мәсиһкә бағлинип, Худаға йеқин яшашқа чақириш билән сахта тәлимгә әгәшмәс-ликкә агаһландуруштин ибарәт.
Бу йәрдә дейилгән сахта тәлим шуниңдин ибарәтки: маддий дуния яман; җисманий тән бу маддий дунияға тәвә болғачқа, Әйса Мәсиһниң инсан тенидә келишигә болмайду, шундақла инсанларниң қутқузулушқа еришиши маддий дуниядики һаятқа бағлиқ болмиғачқа, қутқузулған-ларниң әхлақлиқ болушиниң вә меһир-муһәббәт көрсити¬шиниң зөрүрийи-ти йоқ.
Муәллип бундақ сахта тәлимгә рәддийә бериш үчүн, Әйса Мәсиһниң һәқиқий инсан тенидә кәлгәнлигини ениқ көрситип бериш билән биллә, Әйса Мәсиһкә ишинимән, Худани сөйимән, дегүчиләрниң Худаға бойсунуп яшиши вә бир-биригә меһир-муһәббәт көрситиши керәклигини тәкитлигән.

Тезис:

1. Һаятлиқ Сөзи (1-бап 1-4-айәтләр)

2. Йоруқлуқ вә қараңғулуқ (1-бап 5-айәттин 2-бапқичә)

3. Худаниң пәрзәнтлири (3-бап)

4. Һәқиқәт вә ялғанчилиқ (4-бап 1-6-айәтләр)

5. Меһир-муһәббәт көрситиш (4-бап 7-21-айәтләр)

6. Ишәнч арқилиқ ғалибә қилиш (5-бап)