Петрус язған иккинчи хәт
Қисқичә чүшәндүрүш
Бу әлчи Петрусниң һаятиниң ахирқи мәзгиллиридә (муәллип милади 68-жилдин бурун, йәни Рим императори Нерониң зулмәтлик һөкүмран-лиғи дәвридә ишәнчи сәвәплик өлтүрүлгән) язған хетидур.
Муәллип бу хәт арқилиқ мәсиһийләрни Әйса Мәсиһ тоғрисида йәткүзүлгән һәқиқәттә чиң турушқа һәм Худаниң өзлирини таллиған-лиғини һаятида испатлашқа чақирған. Муәллип уларни бир қисим сахта тәлим бәргүчиләрдин агаһландуруп, уларниң тәлиматлирини вә бу хил тәлимләрниң тәсиридин пәйда болған әхлақсизлиқни қамчи¬лиған.
Муәллип йәнә Әйса Мәсиһ қайтип кәлмәйду, дәйдиған тәлиматниң хата екәнлигини тәкитлигән. У Әйса Мәсиһниң һазирғичә кәлмәслиги Худаниң «Һеч кимниң мәңгү һалак болмай, барлиқ инсанларниң өз гунали¬риға товва қилишини» халиғанлиғини көрситип бәргән. Ахирида у мәсиһийләрни Әйса Мәсиһниң қайта келишини интизарлиқ билән күтүп, пак яшаш билән Худаға хизмәт қилишқа чақирған.
Тезис:
1. Салам (1-бап 1-2-айәтләр)
1. Ишәнчтә йетилишниң йоллири (1-бап 3-21-айәтләр)
2. Сахта тәлим бәргүчиләрдин һәзәр әйләш (2-бап)
3. Әйса Мәсиһниң қайтип келиши (3-бап)
Қайтиш
|