Петрус язған биринчи хәт
Қисқичә чүшәндүрүш
Бу хәт Әйса Мәсиһниң әлчилириниң бири болған Петрус тәрипидин йезилған.
Милади биринчи әсирдә, нурғун мәсиһийләргә нисбәтән ейтқанда, Әйса Мәсиһкә ишиниш зиянкәшликкә учраш дегәнлик еди. Шуңа Петрус зиянкәшликкә учриған мәсиһийләргә тәсәлла бериш вә уларни илһамландуруш үчүн, бу хәтни язған.
Петрус хетидә Әйса Мәсиһниң өлүми, өлүмдин тирилиши һәм бу тирилиш елип келидиған үмүтниң қанчилик бебаһа екәнлигини мәсиһийләргә шәрһиләп өткән. У Әйса Мәсиһниңму зиянкәшликкә учриғанлиғини тәкитләш арқилиқ мәсиһийләргә тәсәлла бәргән вә уларни техиму көп зиянкәшликкә учраш еһтималлиғиға тәйяр турушқа чақирған. Муәллип бу хил синақта уларниң ишәнчиниң тавлинип, пишип йетилидиғанлиғини тәкитлигән. У йәнә мәсиһийләрни етиқат¬сиз¬лар арисида Худаниң муқәддәс хәлқигә лайиқ яшаш арқилиқ Әйса Мәсиһкә гувалиқ беришкә чақирған.
Тезис:
1. Салам (1-бап 1-2-айәтләр)
2. Һаятлиқ үмүти (1-бап 3-12-айәтләр)
3. Пак яшаш керәк (1-бап 13-айәттин 2-бап 10-айәткичә)
4. Мәсиһийләрниң җавапкәрчилиги (2-бап 11-айәттин 4-бапқичә)
5. Йетәкчиләр вә яшларға несиһәт (5-бап 1-11-айәтләр)
6. Ахирқи салам (5-бап 12-14-айәтләр)
Қайтиш
|