Тимотийға йезилған иккинчи хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу хәтниң муәллипи әлчи Павлус болуп, у яш хизмәтдиши вә ярдәм¬чиси Тимотийға өз несиһәтлирини қалдуруш үчүн бу хәтни язған. У бу хәтни язған чағда кишәнлинип, соғ түрмигә солинип, өзиниң хизми¬ти¬ниң аяқлишиш алдида туруватқанлиғини, һаятиниңму узунға бармайдиғанлиғини чоңқур һис қилған.
Бу хәтниң асасий мавзуси сәвир-тақәт тоғрилиқ болуп, Павлус Тимотийни һеч қандақ қийинчилиқтин қорқмай, Әйса Мәсиһкә баштин ахир садиқлиқ билән гувалиқ беришкә, Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрниң һәқиқитидә вә Муқәддәс Язмилардики тәлимләрдә чиң туруш¬қа, җамаәттики җавапкәрчилигини ада қилишқа чақирған.
Павлус Тимотийға әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишиш¬тин сақлинишни әскәрткән. Павлус өз һаяти, сәвир-тақити, меһир-муһәббити һәм бастурулушқа учриғандики қийинчи¬лиққа тақәт қилишини, болупму өзидики ишәнчни тилға елиш билән Тимотийға үлгә болушни үмүт қилған.

Тезис:

1. Салам (1-бап 1-2-айәтләр)

2. Шүкүр вә мәдәт (1-бап 3-18-айәтләр)

3. Несиһәт вә агаһландуруш (2-бап 1-айәттин 4-бап 5-айәткичә)

4. Павлусниң әһвали (4-бап 6-18-айәтләр)

5. Ахирқи салам (4-бап 19-22-айәтләр)