Тимотийға йезилған биринчи хәт
Қисқичә чүшәндүрүш
Бу хәтниң муәллипи әлчи Павлус болуп, у бу хәтни өз оғлидәк болуп қалған йеқин хизмәтдиши вә ярдәмчиси Тимотийға язған.
Тимотий Листралиқ (Листра шәһири бүгүнки Түркияда) болуп, атиси грек, аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий еди. У Хуш Хәвәр тарқитиш хизмитидә Павлус билән биллә болуп, Әфәс вә Коринт шәһәрлири һәм Македонийә өлкисигә барған. Йәһудийлар арисида хизмәт қилишта тосалғуға учрап қалмаслиғи үчүн, Павлус һәтта униң хәтни¬сини қилдурған (Әлчиләр 16:1-3). Тимотий гәрчә әлчи һесапланмисиму, мәсиһий¬ләр җамаити үчүн көп хизмәтләрни қилған садақәтмән мәсиһийдур.
Павлус бу хәттә мәсиһийләр җамаитидики «Маддий дунияниң өзи яман, һәқиқий қутқузулушқа пәқәт алаһидә мәхпий тәлим, шундақ¬ла мәлум йемәкликләрни йемәслик, той қилмаслиқларға әмәл қилиш арқилиқ еришкили болиду» дегән сахта тәлимләргә рәддийә бериш билән биргә Тимотийни буларниң хата екәнлигини җамаәткә агаһландурушқа чақирған.
Павлус йәнә мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири вә хизмәтчилиригә қоюлған тәләпләр, җамаәтниң җавапкәрчилиги вә ибадәт тәртиви һәққидә чүшәндүрүш берип, Тимотийниң Әйса Мәсиһниң садиқ хизмәт¬кари һәм мәсиһийләргә яхши үлгә болуши үчүн несиһәт қилған.
Тезис:
1. Салам (1-бап 1-2-айәтләр)
2. Сахта тәлим бәргүчиләрдин һошияр болуш (1-бап 3-20-айәтләр)
3. Дуа қилиш вә ибадәт тәртиви (2-бап)
4. Йетәкчи вә ярдәмчиләргә қоюлған тәләпләр (3-бап)
5. Тимотийниң вә мәсиһийләрниң җавапкәрчилиги (4-6-баплар)
Қайтиш
|