Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәтҚисқичә чүшәндүрүш Әлчи Павлус салоникилиқларға биринчи хетини әвәтип узун өтмәйла, Әйса Мәсиһниң қайта келиши һәққидики муназириләр Салони¬кидики мәсиһийләрни қаймуқтурғанлиғини аңлап, бу хәтни йезиш арқилиқ уларниң бу һәқтики хата чүшәнчилирини түзитип бәргән. У Әйса Мәсиһ қайта келиштин бурун «Худаға қарши чиққу¬чиниң» езиқтуруши билән дуниядики яманлиқ вә әскиликниң чекигә йетидиған¬лиғини көрситип бәргән. Тезис: 1. Шүкүр дуаси (1-бап) 2. Әйса Мәсиһниң қайтип келишидин бурун йүз беридиған вақиәләр (2-бап 1-12-айәтләр) 3. Мәсиһийләргә қилинған несиһәт вә йол-йоруқлар (2-бап 13-айәттин 3-бап 15-айәткичә) 4. Ахирқи тиләкләр (3-бап 16-18-айәтләр) |
||