Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Салоника шәһири (бүгүнки Грецияда) әйни вақиттики Рим империяси һөкүмранлиғидики Македонийә өлкисиниң мәркизи болуп, әлчи Павлус Филипи шәһиридин айрилғандин кейин, у йәрдә Хуш Хәвәр тарқитиш билән у шәһәрдики мәсиһийләр җамаитиниң асасини салған (Әлчиләр 17:1-10). Бирақ узун өтмәйла, йәһудийлар Павлусниң йәһудий диниға қизиқип кәлгән нурғун йәһудий әмәсләрни Әйса Мәсиһкә ишинишкә йетәклигән¬лигигә көрәлмәслик қилған вә униңға қарши чиққан. Буниң билән у Салоники¬дин айрилишқа мәҗбур болған. Кейинчә Павлус өзи әвәткән хизмәтдиши Тимотий арқилиқ салоникилиқларниң әһвалидин хәвәр тепип, бу хәтни уларға язған.
Муәллип бу хетидә уларниң ишәнчи, меһир-муһәббити вә қилған хизмити тоғрисида аңлиған яхши хәвәрләрдин хошалланғанлиғини билдү-рүп, уларни Худани хурсән қилиш үчүн техиму тиришишқа чақирған һәм уларниң Әйса Мәсиһниң қайта келиши тоғрисидики соаллириға җавап бәргән.

Тезис:

1. Салам (1-бап 1-айәт)

2. Павлусниң салоникилиқлар үчүн Худаға шүкүр ейтиши (1-бап 2-10-айәтләр)

3. Павлусниң улар арисидики хизмити (2-бап 1-16-айәтләр)

4. Павлусниң уларға болған сеғиниши вә әнсириши (2-бап 17-айәттин 3-бапқичә)

5. Садақәтмән болушқа чақириш (4-бап 1-12-айәтләр)

6. Әйса Мәсиһниң қайта келиши (4-бап 13-айәттин 5-бап 11-айәткичә)

7. Ахирқи тәлим вә саламлар (5-бап 12-28-айәтләр)