«Чүшәндүруш Сәрдарлар» _ (Қисқичә чүшәндүрүш) . . Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин, Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәр арқилиқ улар билән бир келишим түзүп, уларға (вәдә қилинған зимин) Қанан зиминини беридиғанлиғи һәққидә вәдә бериду. Келишимдә, әгәр улар Пәрвәрдигарғила ибадәт қилип, әмирлиригә бойсунса, уларға бәхит ата қилидиғанлиғи, әмирлиригә бойсунмай башқа илаһларға чоқунса, уларни җазалайдиғанлиғи агаһландурулиду. Муса пәйғәмбәр аләмдин өткәндин кейин, Йошува пәйғәмбәр хәлиқни башлап, Пәрвәрдигар вәдә қилған Қанан зиминини қолға чүшириду. «Муқәддәс Китапниң» «Сәрдарлар» қисмида Йошува пәйғәмбәр аләмдин өткәндин кейинки, йәни миладидин бурунқи тәхминән 14-әсирдин миладидин бурунқи 11-әсиргичә болған арилиқтики исраиллар тарихида йүз бәргән вақиәләр баян қилиниду. Бирақ бу қисимни кимниң язғанлиғи һәққидә ениқ мәлумат йоқ. Исраиллар Пәрвәрдигарниң әмирлиригә бойсунмай, өзлиригә вәдә қилинған зиминдин яман хәлиқләрни қоғлап чиқармастин, әксичә уларниң йоллириға әгишишкә башлайду. Исраиллар тезла Пәрвәрдигарниң өзлиригә қилған яхшилиқлирини унтуп, Униңдин йүз өрүп, башқа илаһларға чоқуниду. Нәтиҗидә Пәрвәрдигар исраилларни җазалаш үчүн уларға дүшмән хәлиқләрни әвәтиду. Улар исраилларни езиду. Амма Пәрвәрдигар уларни унтуп қалмайду. Улар Пәрвәрдигарни яд етип, Униңға налә қилғанда, уларни дүшмәнлиридин қутқузиду. Пәрвәрдигар уларға нурғун қетим һәрбий вә һакимийәт җәһәттин йетәкчилик қилидиған сәрдар тайинлап бериду. Пәрвәрдигар әшу сәрдарлар арқилиқ исраилларни дүшмәнлиридин қутқузуп, уларға бир мәзгиллик теч-аманлиқ ата қилиду. Бирақ һәр қетим тайинланған сәрдарлар вапат болушиғила исраиллар Пәрвәрдигарни йәнә унтушиду. Шуниң билән Пәрвәрдигар уларға йәнә дүшмән хәлиқни әвәтиш арқилиқ таки улар Өзигә налә қилғичә җазалайду. Амма улар Худаға йелинғанда, Худа уларни йәнә қутқузиду. Мошундақ қайтилиниш нурғун қетим тәкрарлиниду. Бирақ һәр қетим Худа уларни қутқузғанда, улар илгирикидинму еғирирақ гуналарни өткүзиду. Шундақ қилип, исраил хәлқиниң әһвали бара-бара начарлишип кетиду. Әмәлиятта нурғунлиған сәрдарларниң өзлириму Худаға толуқ бойсунған әмәс. Мәсилән: уларниң бири болған Шимшон Худа тәрипидин исраилларни қутқузушқа тайинланған болсиму, у интайин еғир гуналарни өткүзгән еди. Бирақ сәрдарларниң һәммиси һаятидики бәзи муһим ишларда Худаға ишәнч бағлиған. Есимизда болуши керәкки, сәрдарларниң иш-излири һәргизму кишиләрниң улардин үлгә елиши үчүн хатириләнмигән. Бу вақиәләр бизгә хәлиқ Худаға налә қилип, Уни яд әтсә, Худа гунакар адәмләрниң қоли арқилиқму уларни қутқузидиғанлиғи һәққидики бир һәқиқәтни чүшәндүрүп бериду. Бу вақиәләр бизни, Худа дуалиримизни иҗавәт қилған болсиму, бизниң йәнила Худани унтуп, Униң йолидин чәтнәп кетишимизниң хәтәрлик екәнлигини агаһландуриду. . . Тезис: 1. Исраилларниң бойсунмаслиғи (1-бап 1-айәттин 3-бап 6-айәткичә) 2. Отниел, Еһуд вә Шамгарларниң сәрдар болуши (3-бап 7-айәттин 31-айәткичә) 3. Дибора вә Барақниң сәрдар болуши (4-5-баплар) 4. Гидъонниң сәрдар болуши (6-баптин 8-бапқичә) 5. Абимәләк (9-бап) 6. Толаһ вә Яирниң сәрдар болуши (10-бап 1-айәттин 5-айәткичә) 7. Йифтаһниң сәрдар болуши (10-бап 6-айәттин 12-бап 7-айәткичә) 8. Ибзан, Елон вә Абдонниң сәрдар болуши (12-бап 8-айәттин 15-айәткичә) 9. Шимшонниң сәрдар болуши (13-баптин 16-бапқичә) 10. Микаһ вә Дан қәбилисиниң бутпәрәслиги (17-18-баплар) 11. Бинямин қәбилисиниң гуна өткүзүп җазалиниши (19-баптин 21-бапқичә) . .
|
||