«Чүшәндүрүш Нәхәмия» _ (Қисқичә чүшәндүрүш)
.. . . .
«Муқәддәс Китапниң» «Әзра» қисмида исраилларниң Йерусалимға тунҗа қайтип келиши һәм ибадәтханини яңливаштин қуруп чиқиши баян қилинған болса, «Нәхәмияда» башқа вақитта Йерусалимниң шәһәр сепиллириниң яңливаштин қуруп чиқилиши баян қилиниду. Нәхәмияму Әзраға охшаш Персийә падишасиниң илтипатиға еришип, Йерусалимни өз ичигә алған Йәһудийә райониниң башлиғи болуп тайинлиниду. У шәһәр сепиллирини яңливаштин қурушқа Йерусалимға келиду. Гәрчә Персийә падишаси Нәхәмияниң сепил қурушиға рухсәт бәрсиму, Йәһудийә вә униң әтрапидики башқа хәлиқләрниң қаттиқ қаршилиқ көрситишигә учрайду. Сепиллар пүткәндин кейин, Нәхәмия роһанийлар вә лавийларниң ибадәтханида өз вәзиписини ада қилишиға буйруқ қилиду. Нәхәмия хәлиқниң Муса пәйғәмбәргә чүширилгән тәлимләргә әгишиш арқилиқ етиқатта болушини тәшәббус қилиду. Хәлиқ өзлирини сепил қурулушиға қизғин беғишлап, Худа йолида меңиш ирадисини техиму күчәйтиду. Шундақ туруп, Нәхәмия Йерусалимдин қисқа вақитлиқ кетип, кейин қайтип кәлгинидә, хәлиқниң Худаниң әмир-пәрманлирида йәнә бошап кәткәнлигини вә исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға етиқат қилмайдиған ят милләтләр билән турмуш қурғанлиғини көриду. Гәрчә исраилларниң Йерусалимниң сепиллирини яңливаштин қуруп чиқиши Худаниң ирадиси болсиму, амма улар нурғун қийинчилиқларға дуч келиду. Хәлиқ қизғинлиқ билән Худа йолида маңсиму, бирақ көп қисми бошап кетиду. Буниңдин көрүвалалаймизки, Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш пәқәт ишәнч вә җасарәтнила әмәс, бәлки егилмәс чидамлиқниму тәләп қилиду. . . Тезис: 1. Нәхәмияниң Йерусалимға қайтип келиши (1-2-баплар) 2. Йерусалим шәһирини яңливаштин қуруш (3-бап 1-айәттин 7-бап 3-айәткичә) 3. Сүргүндин қайтқанларниң тизимлиги (7-бап 4-айәттин 73-айәткичә) 4. Хәлиқниң Худа алдида вәдинамә йезиши (8-баптин 10-бапқичә) 5. Йерусалимға олтирақлашқучилар (11-бап) 6. Роһанийлар билән лавийларниң тизимлиги (12-бап 1-айәттин 26-айәткичә) 7. Шәһәр сепиллириниң Худаға беғишлиниши (12-бап 27-айәттин 47-айәткичә) 8. Нәхәмияниң хәлиқниң хаталиқлирини түзитиши (13-бап) . . .
|
||