Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Әлчи Павлус бу хәтни Коринттики мәсиһийләр җамаити билән кәскин мунасивәттә болған, йәни Коринттики бәзи мәсиһийләр Павлусқа һәр тәрәптин һуҗум қилған чағда язған. Павлусниң уларниң җамаитигә бериш планини өзгәрткәнлигидин, бәзи мәсиһийләр униңдин рәнҗип, уни турақсиз, ишәнчлик әмәс десә, аз бир қисим мәсиһийләр уни әлчи әмәс, дәп һақарәтлигән, һәтта униңға сәдиқә топлиған пулға хиянәт қилған, дегән төһмәтни чаплиған.
Шуңа Павлус ушбу хәтниң алдинқи баплирида өзиниң Коринттики мәсиһийләр җамаити билән болған мунасивитини тәһлил қилип, өзиниң немишкә мәсиһийләр җамаитидә өзигә қарши турған адәмләргә қаттиқ муамилә қилғанлиғини чүшәндүргән вә бу хил қаттиқ позиция¬да болушниң уларға пушайман вә яришиш елип кәлгәнлигидин хошал болғанлиғини билдүргән. Кейинки баплирида Павлус бу җамаәтниң Йәһудийә өлкисидики кәмбәғәл мәсиһийләргә ярдәм қилиш үчүн башлиған сәдиқә топлаш ишиниң ахирини чиқиришини сориған һәм өзиниң әлчилик һоқуқини яқлиған.

Тезис:

1. Дуаю-салам (1-бап 1-11-айәтләр)

2. Павлус вә Коринттики мәсиһийләр җамаити (1-бап 12-айәттин 7-бапқичә)

3. Йәһудийәдики мәсиһийләр үчүн сәдиқә топлаш (8-9-баплар)

4. Павлусниң өзиниң әлчилик һоқуқини яқлиши (10-баптин 13-бап 10-айәткичә)

5. Ахирқи тиләкләр (13-бап 11-13-айәтләр)