«Чүшәндүрүш Әзра» _ (Қисқичә чүшәндүрүш)
. .
«Муқәддәс Китапниң» «Әзра» қисмида йәһудийларниң миладидин илгири 539-жили сүргүндин Йерусалимға қайтип кәлгәндин кейинки йүз жил ичидики вақиәләр баян қилиниду. Миладидин илгири 1010-жили Давут падиша Исраилниң иккинчи падишаси болуп тәхткә олтарди. Миладидин илгири 930-жили Давут падишаниң оғли Сулайман падиша дуниядин өткәндин кейин, Исраил икки падишалиққа бөлүнүп кәтти. Бири шималий падишалиқ болуп, Исраил дәп аталди, йәнә бири җәнубий падишалиқ болуп, Йәһудийә дәп аталди. Йерусалим болса җәнубий падишалиққа җайлашқан еди. Бу икки падишалиқ Худадин йүз өрүп, бутпәрәслик йолиға кирип кәткән еди. Улар Худа әвәткән пәйғәмбәрләрниң агаһландурушлириға қулақ салмиди. Ахирида шималий падишалиқ миладидин илгири 722-жили Ассур империяси тәрипидин бесивелинип, хәлқи Ассурға сүргүн қилинди. Җәнубий падишалиқ миладидин илгири 586-жили Бабил империяси тәрипидин бесивелинип, хәлқи Бабилға (һазирқи Ирақ) сүргүн қилинди. Худа Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ Өз хәлқиниң бир күни Исраилға қайтип келидиғанлиғиға вәдә қилған еди. Миладидин илгири 539-жили Персийә падишаси Корәш Бабил империясини бойсундурди. Униң зимини Исраилниң сабиқ икки падишалиғини өз ичигә алди. Персийә падишаси Корәш заманисида сүргүнләрниң өз жутиға қайтишиға пәрман чүширилди. Миладидин илгири 538-жили исраиллар Йәһудийәгә қайтип кәлди. Миладидин илгири 537-жили ибадәтхана қурванлиқ суписи қурулди. Миладидин илгири 536-жили ибадәтханини қайтидин қуруш башланди. Бу Йәһудийәдики башқа хәлиқләр тәрипидин тосқунлуққа учриди. Шу сәвәвидин алтә жил давамлашқан ибадәтхана қурулуши тохтап қалди. Бирақ он жилдин кейин Дариос падиша һакимийәт тутқанда, қурулуш йәнә давам әтти. Миладидин илгири 516-жили ибадәтхана қуруп чиқилди. 58 жилдин кейин Әзра Йерусалимға қайтип келип, нурғун йәһудийларниң йәрлик хәлиқләрдин хотун елип Худаниң әмригә бойсунмиғанлиғидин хәвәр тапти. Бундақ иш исраилларниң икки падишалиғини бутпәрәсликкә башлап, нәтиҗидә елини вәйран қилип, хәлқини сүргүнгә тутуп бәргән гуналардин бири еди. Роһаний Әзра Худаниң ғәзивиниң қайта келишидин қорқуп, бу мәсилини бир тәрәп қилишқа урунди. Китапхан 4-баптики мәзмунниң жилнамә тәртиви бойичә болмиғанлиғини һис қилиду. 4-бапниң 1-айитидин 5-айитигичә болған мәзмунда йәрлик хәлиқләр ибадәтханиниң қурулушиға тосқунлуқ қилиду. 4-бапниң 6-айитидин 23-айитигичә болған мәзмунда болса, йәрлик хәлиқләр Йерусалим сепил қурулушиға тосқунлуқ қилиду. Бу вақиәләр тәхминән йүз жилдин кейин йүз бериду. 4-бап 24-айәттә ибадәтхана қурулуши тоғрисидики вақиәләр қайтидин баян қилиниду. Әзра қисмида Худа падишаларниң қәлбини юмшитип, исраилларға ярдәм қилдурған. Шуниң билән биргә Худа уларниң ибадәтханини қуруватқан мәзгилидә қийинчилиқларниң йүз беришигә йол қойған. Буниңдин кишиләр дүшмини қорқунуч селиватқан мәзгилдиму Худаға бойсунушни вә ишәнчтә мустәһкәм турушни үгинивалалайду. Ибадәтханини қайтидин қуруш болса исраил хәлқиниң яңливаштин баш көтирип чиқишидур. . Тезис: 1. Сүргүнләрниң биринчи қетим жутиға қайтиши (1-2-баплар) 2. Ибадәтханиниң яңливаштин қурулуши (3-баптин 6-бапқичә) 3. Әзраниң сүргүнләрниң иккинчи қетим жутиға қайтишиға йетәкчилик қилиши (7-8-баплар) 4. Исраилларниң йәрлик хәлиқ билән некалиниш мәсилиси (9-10-баплар) .
|
||