Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу хәтниң муәллипи әлчи Павлустур. У Коринт шәһиридики мәсиһий¬ләр җамаитидә йүз бәргән турмуш вә ишәнчкә мунасивәтлик мәсили¬ләрни һәл қилиш үчүн бу хәтни язған. Павлус иккинчи қетимлиқ хизмәт сәпиридә Коринт шәһиригә берип, бу йәрдә Хуш Хәвәр тарқитиш вә тәлим бериш үчүн бир йерим жил турған (Әлчиләр 18:1-18)

.
Әйни вақитта Коринт шәһири (бүгүнки Грецияда) Рим империясиға тәвә Юнан өлкисиниң мәркизи болуп, сода-санаәт, мәдәнийәт тәрәққий әткән, шуниң билән биргә әхлақсизлиқ овҗ алған вә хилму-хил диний түс қаплиған шәһәр еди. Шу сәвәптин бәзи мәсиһийләр мәлум дәриҗидә бу шәһәрниң тәсиригә учриған болуп, уларниң арисида җинсий әхлақсизлиқ вә башқа қалаймиқанчилиқларму көрүлгән. Улар нека мәсилиси вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейиш яки йемәслик мәсилилирини оттуриға қойған һәм Павлустин Муқәддәс Роһ ата қилған һәдийәләр вә өлүмдин тирилиш тоғрилиқ соалларни сориған.
Павлус Муқәддәс Роһниң илһами билән бу хетидә уларға Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрниң бу мәсилиләргә қандақ җавап беридиған-лиғини көрсәткән.

Тезис:

1. Дуаю-салам (1-бап 1-9-айәтләр)

2. Мәсиһийләр җамаити ичидики бөлүнүшләр (1-бап 10-айәттин 4-бапқичә)

3. Әхлақсизлиқ вә давалар (5-6-баплар)

4. Нека мәсилилири (7-бап)

5. Мәсиһийләрниң турмуши вә ибадити (8-14-баплар)

6. Әйса Мәсиһниң тирилиши вә өлгәнләрниң тирилиши (15-бап)

7. Йәһудийәдики мәсиһийләр үчүн сәдиқә топлаш (16-бап 1-4-айәтләр)

8. Ахирқи сөзләр (16-бап 5-24-айәтләр)