«Әзра»
1 Корәш падишаниң йәһудийларниң өз жутиға қайтишиға пәрман чүшириши 1 Персийә падишаси Корәш тәхткә олтарған 1-жили* Пәрвәрдигар Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзлирини әмәлгә ашурди. Худа Корәш падишаниң дилиға селип, бир пәрман чүшәргүзди. Падиша уни қәғәзгә йезип, падишалиғиниң һәммә йеригә тарқатти. 2 «Бу Персийә падишасиниң ейтқанлиридур: ‹Пәрвәрдигар, йәни асмандики Худа пүтүн йәр йүзидики падишалиқларни маңа ата қилди. У мени Йәһудийәниң Йерусалим шәһиридә Өзигә атап бир ибадәтхана қурушқа тайинлиди. 3 Пәрвәрдигарниң Өз хәлқи болған силәр исраиллар Йәһудийәниң Йерусалим шәһиригә берип, Пәрвәрдигарниң, йәни әҗдатлириңлар етиқат қилип кәлгән Худаниң ибадәтханисини қайта қуруңлар. Худа Йерусалимдидур, У силәргә яр болғай! 4 Мәйли қәйәрдә болсун, сүргүнләр арисида Йерусалимға қайтмақчи болғанлар болса, уларға холум-хошнилири ярдәм қилип, алтун-күмүч, мал-мүлүк вә мал-варан бәрсун. Униңдин башқа, Худаниң Йерусалимдики ибадәтханисиға халис һәдийәләрни сунсун›». 5 Шуниңдин кейин, Худа диллириға салған ишни орунлаш үчүн Йәһуда вә Бинямин қәбилилириниң башлиқлири, роһанийлар вә лавийлар Йерусалимға берип, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қайтидин қурушқа тәйярланди. 6 Барлиқ холум-хошнилар уларға ярдәм берип, алтун-күмүч қачилар, мал-мүлүк, мал-варан вә қиммәтлик нәрсиләрдин башқа йәнә ибадәтхана үчүн халис һәдийиләрни сунди. 7 Корәш падиша уларға сабиқ падиша Нибукаднәзәр Йерусалимдики ибадәтханидин олҗа елип өз бутханисиға қойған қача-қучиларни қайтуруп бәрди. 8 Персийә падишаси Корәш ғәзнә вәзири Митридатни бу қача-қучиларни қайтуруп беришкә җавапкәр қилди. Митридат Йәһудийәгә қайтидиған сүргүнләрниң башлиғи Шешбассарға уларни санап өткүзүп бәрди. 9 Уларниң тизимлиги төвәндикичә: 30 данә алтун дас, 1000 данә күмүч дас, 29 данә күмүч әсваплар, 10 30 данә алтун қача, 410 данә күмүч қача, 1000 данә башқа хил қача-қуча, 11 һәммиси болуп 5400 данә алтун-күмүч қача-қуча болди. Сүргүнләр Бабилдин Йерусалимға қайтип кәлгәндә, Шешбассар бу қача-қучиларни биргә елип кәлди. *1 Корәш падишаһ миладийәдин илгири 539-жили тәхткә олтурған. 2 Қайтип кәлгүчиләрниң тизимлиги 1 Төвәндикиләр Бабилдики әсирдин қайтқан йәһудий сүргүнлириниң тизимлигидур. Нибукаднәзәр падиша бурун уларни әсир қилип Бабилға палиған еди. Бирақ һазир улар өз жути Йәһудийәниң Йерусалим вә башқа җайлириға қайтип кәлди. 2 Зируббабәл, Йешува, Нәхәмия, Сирая, Риелая, Мордикай, Билшан, Миспар, Бигвай, Рихум вә Бааналар уларға йетәкчилик қилип қайтуруп кәлди. Сүргүндин қайтқан исраил әрлириниң сани төвәндикичә: 3 Паръош җамаитидин 2172 киши, 4 Шифатя җамаитидин 372 киши, 5 Арах җамаитидин 775 киши, 6 Пахат-Моаб җамаитидин (Йешува вә Йоабниң әвлатлири) 2812 киши, 7 Елам җамаитидин 1254 киши, 8 Затту җамаитидин 945 киши, 9 Заккай җамаитидин 760 киши, 10 Бани җамаитидин 642 киши, 11 Бебай җамаитидин 623 киши, 12 Азгад җамаитидин 1222 киши, 13 Адониқам җамаитидин 666 киши, 14 Бигвай җамаитидин 2056 киши, 15 Адин җамаитидин 454 киши, 16 Атер җамаитидин (Хизкияниң әвлатлири) 98 киши, 17 Безай җамаитидин 323 киши, 18 Йора җамаитидин 122 киши, 19 Хашум җамаитидин 223 киши, 20 Гиббар җамаитидин 95 киши, 21 бәйтлиһәмликләрдин 123 киши, 22 нитофалиқлардин 56 киши, 23 анатотлуқлардин 128 киши, 24 азмавәтликләрдин 42 киши, 25 Қирят-Йиарим, Кифира вә бәәротлуқлардин 743 киши, 26 Рамаһ вә гәбалиқлардин 621 киши, 27 микмаслиқлардин 122 киши, 28 Бәйтәл вә айлиқлардин 223 киши, 29 ниболуқлардин 52 киши, 30 магбишлиқлардин 156 киши, 31 еламлиқлардин 1254 киши, 32 харимлиқлардин 320 киши, 33 Лод, Хадид вә онолуқлардин 725 киши, 34 ерихалиқлардин 345 киши, 35 синаалиқлардин 3630 киши. 36 Роһанийлардин: Йидая җамаитидин (Йешуваниң әвлатлири) 973 киши, 37 Иммер җамаитидин 1052 киши, 38 Пашхур җамаитидин 1247 киши, 39 Харим җамаитидин 1017 киши. 40 Лавийлардин: Йешува вә Қадмиел җамаитидин (Һодавя әвлатлири) 74 киши. 41 Ибадәтхана мунаҗәтчилири: Асаф җамаитигә тәвә 128 киши. 42 Ибадәтхана дәрвазивәнлири: Шаллум, Атер, Талмон, Аққуб, Хатита вә Шобай җамаәтлиригә тәвә 139 киши. 43 Ибадәтхана хизмәткарлириниң җамаитидин: Зиха, Хасуфа, Таббаот, 44 Қерос, Сиаһа, Падон, 45 Либана, Хагаба, Аққуб, 46 Хагаб, Шалмай, Ханан, 47 Гиддел, Гахар, Риая, 48 Ризин, Ниқода, Газзам, 49 Узза, Пасеях, Бесай, 50 Аснаһ, Миуним, Нифусим, 51 Бақбуқ, Хақуфа, Хархур, 52 Базлут, Михида, Харша, 53 Барқос, Сисира, Тәмах, 54 Низиях вә Хатифалар. 55 Сулайман падиша хизмәткарлириниң җамаитидин: Сотай, Һәссофәрәт, Пируда, 56 Ялаһ, Дарқон, Гиддел, 57 Шифатя, Хаттил, Покәрәт-Һаззибайим вә Амилар. 58 Ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайман падиша хизмәткарлириниң әвлатлиридин қайтип кәлгәнләрниң сани җәми 392 киши. 59 Телмәлах, Телхарша, Кируб, Аддан вә Иммер дегән җайлардин кәлгән бир топ кишиләр өзлириниң Исраил әвлади екәнлигини испатлалмиди. 60 Бу кишиләр Дилая, Тобия вә Ниқода җамаәтлиридин болуп, җәми 652 киши еди. 61 Хабайя, Һаққоз вә Барзиллай дегән үч роһаний җамаитиму қайтип кәлгән болуп, Барзиллай гилъадлиқ Барзиллайниң бир қизиға өйлинип, униң фамилиясини ишләткән еди. 62 Бу роһанийлар нәсәбнамилиридин җамаәт намлирини тапалмиди. Шуңа улар напак һесаплинип, роһанийлар қатаридин орун алалмиди. 63 Йәһудийларниң башлиғи уларға «урим» вә «туммимни» ишлитип, Худаниң ирадисини биләләйдиған роһаний кәлгичә, Худаға аталған йемәкликләрниң роһанийларға тегишлигини йемәслигини буйриди. 64 Йәһудийәгә қайтип кәлгәнләрниң умумий сани 42360 киши болди. 65 Саналмай қалғанлардин 7337 әр-аял хизмәткар, 200 әр-аял нахшичи вә 66 уларниң 736 ат, 245 хечир, 67 435 төгә вә 6720 ешигиму бар еди. 68 Бу сүргүнләр Пәрвәрдигарниң Йерусалимдики ибадәтханисиға йетип кәлгәндә, бәзи җамаәт башлиқлири ибадәтханини әсли орниға қайтидин қурушқа халис һәдийиләрни тәғдим қилди. 69 Улар имканийитиниң йетишичә җәми 61000 алтун тәңгә, 3000 кило күмүч вә 100 қур роһаний тонини сәдиқә қилди. 70 Роһанийлар, лавийлар, мунаҗәтчиләр, ибадәтхана дәрвазивәнлири, ибадәтхана хизмәткарлири вә бир қисим кишиләр Йерусалим әтрапиға олтирақлашти. Қалғанлар болса өз жутлириға җайлашти. *63 Көп тәрәплимилик издинишләргә асасланғанда, бу Худаниң ирадисини билиш үчүн ташлинидиған муқәддәс чәк болуши мумкин. «Урим”ниң ибраний тилидики мәниси «қарғаш», бу йәрдә «болмайду» дегән мәнидә болуши мумкин. «Туммим»ниң ибраний тилидики мәниси «тәлтөкүс», бу йәрдә “болиду» дегән мәнидә болуши мумкин. 3 Ибадәтхана суписиниң қайтидин ясилиши 1 Күз пәслиниң* дәсләпки мәзгилидә исраиллар өз жутлириға орунлишип болғандин кейин, улар бир нийәт, бир мәхсәттә Йерусалимға җәм болди. 2 Йозадақниң оғли Йешува билән униң хизмәтдаш роһанийлири вә Шиалтелниң оғли Зируббабәл билән униң туққанлири исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң қурванлиқ суписини ясашқа башлиди. Улар уни Худаниң йеқин адими Муса пәйғәмбәргә чүширилгән Тәврат қанунидики йол-йоруқларға бенаән көйдүрмә қурванлиқ қилиш орни мәхситидә салди. 3 Улар йәрлик хәлиқтин қорқсиму, йәнила қурванлиқ суписини әсли орниға қайтидин қуруп чиқти. Шуниңдин кейин улар сәһәрлик вә кәчлик көйдүрмә қурванлиқлирини униңда қилишқа башлиди. 4 Улар Тәврат қануниға бенаән кәпә тикиш һейти қилип, һәр күни тегишлик көйдүрмә қурванлиқни қилди. 5 Униңдин башқа улар йәнә күндилик, йеңи ай вә Пәрвәрдигар бәкиткән һейтларда қилишқа тегишлик көйдүрмә қурванлиқларни қилишқа башлиди. Шуниңдәк улар Пәрвәрдигарға халис һәдийәлирини тәғдим қилди. 6 Роһанийлар кәпә тикиш һейтидин он бәш күн бурун Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурванлиқ қилишқа башлиди. Бу ибадәтханиниң һули техи қоюлуп болмиған вақит еди. Ибадәтханиниң қайтидин қурулуши 7 Шуниңдин кейин хәлиқ ташчи вә яғашчиларни яллап, тирлиқлар вә сидонлуқларниң кедир яғачлириға йемәк-ичмәк вә зәйтун йеғини тегишти. Бу яғачлар деңиз арқилиқ Ливандин Җаффа шәһиригә елип келинди. Бу иш Персийә падишаси Корәшниң рухсити билән болди. 8 Хәлиқ сүргүндин Йерусалимға қайтип кәлгәндин кейинки иккинчи әтиязниң оттурилирида, Худаниң ибадәтханисиниң қурулуши башлинип кәтти. Бу хизмәткә Шиалтелниң оғли Зируббабәл, Йозадақниң оғли Йешува һәм башқа роһанийлар, лавийлар вә қайтип кәлгәнләрниң һәммиси қатнашти. Лавийларниң жигирмә яштин жуқурилири ибадәтханиниң қайтидин қурулуш ишлирини назарәт қилишқа тайинланди. 9 Йешува билән униң оғуллири вә әр қериндашлири, Қадмиел вә униң оғуллири (һәммиси Һодавяниң әвлатлири) ибадәтханида ишләватқан ишчилар үстидин назарәт қилди. Лавийлардин болған Хенададниң әр җамаәтлириму уларға ярдәмләшти. 10 Улар ибадәтханиниң һулини қоюп болғанда, роһанийлар тонлирини кийип, канайларни тутуп, һәрқайсиси өз орунлирида турушти. Лавийлардин болған Асафниң әвлатлири җаңларни тутуп турушти. Улар исраилниң сабиқ падишаси Давутниң көрсәткинидәк Пәрвәрдигарни мәдһийилиди. 11 Улар мәдһийә вә миннәтдарлиқ билән Пәрвәрдигарға атап ейтишишларни өткүзүп: «Пәрвәрдигар шапаәтликтур! Исраилға болған меһир-муһәббити мәңгүлүктур!» дейишти. Андин барлиқ хәлиқ үнлүк вақирап Пәрвәрдигарға мәдһийиләр ейтишти. Чүнки ибадәтханиниң һули қоюлуп болған еди. 12 Лекин бурунқи ибадәтханини өз көзи билән көргән нурғун йеши чоң роһанийлар, лавийлар вә җамаәт башлиқлири һазирқи қоюлған һулни көрүп, азаплинип үн селип жиғлавәтти. Башқилар болса қеқас селип тәнтәнә қилишти. 13 Бу садалар пәләккә йәткәнликтин, һечким тәнтәнә садаси билән жиға-зар авазини пәриқ етәлмәтти. Авазлар жирақ җайлардин аңлинип туратти. *1 Йәһудийларниң календари бойичә күз пәсли 7-айда башлиниду. Кәпә тикиш һейти 7-айниң 15-кунигә тоғра келиду.
4 Ибадәтханиниң қурулушиға тосқунлуқ қилиниши 1 Йәһуда вә Бинямин қәбилилириниң дүшмәнлири сүргүндин қайтип кәлгәнләрниң Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға аталған ибадәтханини қайтидин қуруватқанлиғини аңлиди. 2 Шуниң билән улар Зируббабәл билән җамаәт башлиқлириниң алдиға берип: — Ибадәтханини қуруш хизмитиңларға бизму қатнишайли! Бизму силәр етиқат қилидиған Худаға ибадәт қилимиз. Ассур падишаси Есархаддон бизни бу йәргә елип кәлгәндин буян, давамлиқ Худаға атап қурванлиқ қилип келиватимиз, — дейишти. 3 Зируббабәл, Йешува вә җамаәт башлиқлири уларға: — Силәр Худайимизға атиған бу ибадәтханини қуруп чиқишқа арилишалмайсиләр! Персийә падишаси Корәшниң буйруғиға бенаән өзимиз әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худаға, йәни Пәрвәрдигарға атап уни қуруп чиқимиз! — деди. 4 Шуниң билән йәрлик хәлиқ йәһудийларни наүмүттә қоюшқа тиришип, уларни қорқутуп қурулушқа дәхил йәткүзди. 5 Улар йәнә йәрлик әмәлдарларға пара берип, уларға тосқунлуқ қилди. Бу иш Персийә падишалири Корәштин таки Дариосқичә давамлашти. Йәһудийларға болған кейинки тосқунлуқ 6 Нурғун жиллардин кейин*, Ахашверош падиша һакимийәт жүргүзүшкә башлиғанда, Йәһудийә вә Йерусалим хәлқиниң дүшмәнлири улар үстидин әризә қилип мәктүп сунди. 7 Жиллар өтүп Артахшасти падиша һакимийәт жүргүзүватқанда, Бишлам, Митридат, Табиал вә башқа әмәлдарлар Персийә падишасиға мәктүп язди. Бу мәктүп арамий тилида йезилған болуп, падишаға тәрҗимә қилип сунулди. 8 Рихум командан вә Шимшай хәтчиму Йерусалимниң әһвали тоғрисида Артахшасти падишаға мәктүп язди. 9 Мәктүпни төвәндики адәмләр язған еди: Рихум командан, Шимшай хәтчи, уларниң башқа хизмәтдаш әмәлдарлири, сотчилар, йәрлик әмәлдарлар, парслар, әрәкликләр, бабиллиқлар вә Еламдики Суза шәһиридин көчүп кәлгәнләр, 10 улуқ вә шанлиқ Оснаппар падиша тәрипидин жутидин сүргүн қилинип, Самарийәниң шәһәрлиридә вә Фират дәриясиниң ғәрбидики башқа җайларда яшиған хәлиқләр. 11 Мәктүпниң мәзмуни мундақ: «Артахшасти падишаға Фират дәриясиниң ғәрбидики хизмәткарлиридин салам! 12 Алийлириға шуни мәлум қилимизки, алийлири тәрипидин бу яққа келип, Йерусалимда туруватқан йәһудийлар яманлиққа вә топилаңға толған у шәһәрни қайтидин қурмақта. Улар сепил һулини әслигә кәлтүрүп, сепилларни қурмақта. 13 Әй алийлири! Бу шәһәр қурулуп, сепиллири ясилип болса, у кишиләр һәрхил мәҗбурий селиқ төлимәйду-дә, алийлириниң ғәзнисигә киридиған кирим кемийип кетиду. 14 Биз силиниң тузлирини йәп кәлгән пухралар, алийлири намиға дағ кәлтүрүшни һәргиз халимаймиз. Шу сәвәвидин бу ишни өзлиригә мәлум қилдуқ. 15 Алийлириниң сабиқ падишаларниң хатирилирини издинип беқишини сораймиз. Шундақ болғанда, бу шәһәрниң топилаңға толғанлиғини, падишаларни вә өлкиләрни паракәндә қилип кәлгәнлигини көрәләйдила. Бу шәһәрдә қедимдин бери қозғилаң болуп кәлгән, шуңа шәһәр гумран қилинған. 16 Алийлириниң ядиға шуни салимизки, әгәр бу шәһәр қайтидин қурулуп сепиллири пүтсә, алийлири Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкигә егидарчилиқ қилалмай қалидила». 17 Падиша җававән мундақ деди: «Рихум командан, Шимшай хәтчи вә силәрниң Самарийә һәм Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкидә турғучи башқа хизмәтдаш әмәлдарлириңларға салам! 18 Силәр сунған мәктүпни тәрҗимә қилдуруп оқуттум. 19 Тәкшүрүп көрүшкә әмир қилған едим. Дәрвәқә, Йерусалимниң қедимдин буян падишаларға қаршилиқларни қилип кәлгәнлигини байқидим. У шәһәр топилаң вә қозғилаңға толған екән. 20 Қудрәтлик падишалар у йәрдә яшиған вә Фират дәриясиниң ғәрбидики пүтүн өлкини башқурған һәм улардин һәрхил мәҗбурий селиқларни елип кәлгән екән. 21 Шуңа силәр буйруқ чүширип таки мән әмир қилғичә, у шәһәрниң қайтидин қурулишини тосаңлар. 22 Еғир зиянға учримаслиғим үчүн, бу ишқа сәл қаримаңлар!» 23 Рихум, Шимшай хәтчи вә уларниң хизмәтдашлири Артахшасти падишаниң җавап хетини аңлап, дәрһал Йерусалимға берип қурал күчи билән йәһудийларни иш тохтитишқа мәҗбур қилди. Ибадәтхана қурулушиниң йәнә қайтидин башлиниши 24 Худаниң Йерусалимдики ибадәтханисини қайтидин қуруш ишлири тохтап қалған еди. Бу әһвал Персийә падишаси Дариос һакимийитиниң 2-жилиғичә давамлашти. *6 Йоқурида тилға елинған 6-айәттин 23-айәткичә болған мәзмун тәхминән йүз жилдин кейинки Йерусалем шәһәр сепилиниң бина қилинишидики тосқунлуқни көрситиду.
5 1 У чағда Һагай пәйғәмбәр һәм Иддониң оғли Зикирия пәйғәмбәр исраиллар етиқат қилип кәлгән һәм уларға яр болған Худаниң нами билән Йәһудийә вә Йерусалимда туридиған йәһудийларға Худаниң пәйғәмбәрлик сөзлирини йәткүзүшкә башлиған еди. 2 Шиалтелниң оғли Зируббабәл вә Йозадақниң оғли Йешува Йерусалимдики ибадәтханини қурушни йәнә қайтидин башлиди. Ушбу икки пәйғәмбәр улар билән биллә болуп, ярдәмдә болди. 3 Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә башқа хизмәтдаш әмәлдарлар шу вақитта Йерусалимға келип, улардин: — Силәргә бу ибадәтханини қурушқа вә тамларни қопурушқа ким рухсәт бәрди? — дәп сориди. 4 Улар йәнә ибадәтхана қурулушидикиләрниң исимлирини сориди. 5 Лекин Худаниң нәзири исраилларниң ақсақаллирида болғанлиғи үчүн, парс әмәлдарлири Дариос падишаға мәктүп әвәтип җавап алғичә, уларниң қурулуш ишини тосимиди. Таттинайларниң падишаға әвәткән мәктүби 6 Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә хизмәтдаш әмәлдарларниң падишаға әвәткән мәктүби мундақ еди: 7 «Дариос падиша алийлириға салам! 8 Алийлириға шуни мәлум қилимизки, биз Йәһудийә райониға берип, улуқ Худаниң ибадәтханисиниң қайтидин қурулуниватқанлиғини көрдуқ. Бу ибадәтхана қорам ташлар билән ясиливетипту вә тамлириниң ичигә чоң лимлар қоюлупту. Бу қурулуш наһайити әстайидиллиқ билән оңушлуқ кетиветипту. 9 Биз ақсақаллардин ибадәтханини қайтидин қуруш вә тамлирини пүтиришкә ким рухсәт бәргәнлигини соридуқ. 10 Алийлириға бу хизмәткә йетәкчилик қилғучиларниң ким екәнлигини мәлум қилиш үчүн уларниң исимлирини соридуқ. 11 Улар җававән: ‹Биз пүтүн аләмниң Егиси болған Худаниң бәндилиримиз. Биз һазир қайтидин қуруватқан ибадәтханини нурғун жиллар илгири Исраилниң бир күчлүк падишаси қуруп чиққан. 12 Әҗдатлиримиз асмандики Худаниң ғәзивини қозғап қойғанлиқтин, Худа уларни калданларниң падишаси, йәни Бабилниң сабиқ падишаси Нибукаднәзәрниң қолиға чүширип бәрди. Падиша бу ибадәтханини вәйран қилип, хәлиқни Бабилға сүргүн қилди. 13 Лекин Бабил падишаси Корәшниң биринчи жили мәзкүр ибадәтханиниң қайтидин қурулуш буйруғи чүширилди. 14 Корәш падиша һәтта Нибукаднәзәр падиша Йерусалимдики ибадәтханидин олҗа елип Бабилдики бутханиға қойған алтун-күмүчтин ясалған қача-қучиларни Шешбассар исимлиқ бир кишигә қайтуруп бәрди. Корәш падиша уни Йәһудийәгә башлиқ қилип тайинлиған еди. 15 Падиша униңға бу қача-қучиларни Йерусалимдики ибадәтханиға алғач кетишни һәм ибадәтханини әсли орниға қайтидин қурушни буйриди. 16 Шуңа Шешбассар қайтип келип, Йерусалимдики ибадәтханиниң һулини орнатти. Қурулуш шу чағдин тартип һазирғичә давамлашмақта вә техи пүтмиди›, деди. 17 Шуниң үчүн алийлири тоғра көрсилә, Бабилниң орда хатирисини издинип баққайла. Корәш падишаниң Йерусалимдики мәзкүр ибадәтханини қайтидин қуруш тоғрисида буйруқ чүшәргән-чүшәрмигәнлигини ениқлап көргәйла. Андин бизгә бу ишни қандақ бир тәрәп қилиш тоғрилиқ йол-йоруқ бәргәйла». 6 Дариос падишаниң пәрмани 1 Шуниң билән Дариос падиша Бабилдики архивханини тәкшүрүп чиқишни буйриди. 2 Мидия өлкисиниң Ахмита шәһиридики ордидин бир қедимий оралма қол язма тепилди. Униңда мундақ йезилған еди: «Ярлиқ: 3 Корәш падиша тәхткә олтарған биринчи жили Йерусалимдики ибадәтхана тоғрилиқ пәрман чүшәрди. Ибадәтхана йәһудийлар қурванлиқ сунидиған әсли орниға қайтидин қуруп чиқилсун. Мәзкүр ибадәтханиниң егизлиги жигирмә йәттә метр, кәңлиги жигирмә йәттә метр болсун. 4 Тамлири һәр үч қәвәт ташниң үстигә бир қәвәт яғач қоюлуп ясалсун. Пүтүн хираҗити орда ғәзнисидин аҗритилсун. 5 Нибукаднәзәр падиша Йерусалимдики ибадәтханидин Бабилға елип кәлгән алтун-күмүчтин ясалған қача-қучилар әслидики ибадәтханиға қайтурулуп, орниға қоюлсун». 6 Шуңа падиша Дариос мундақ җавап қайтурди: «Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә бу өлкиниң хизмәтдаш әмәлдарлириға: ‹Силәр ибадәтханиға йеқинлашмаңлар. 7 Ибадәтхана қурулушиға арилашмаңлар. Йәһудийәниң башлиғи билән йәһудийларниң ақсақаллири ибадәтханини әсли орниға қайтидин қурсун. 8 Мән силәрниң уларға ярдәмдә болушуңларни буйруймән. Қурулуш тохтап қалмаслиғи үчүн, уларниң пүтүн хираҗити Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң орда ғәзнисигә киридиған мәҗбурий селиқ киримидин кечиктүрмәй аҗритилсун. 9 Силәр Йерусалимдики роһанийларниң асмандики Худаға көйдүрмә қурванлиқ сунуши үчүн уларға немә керәк болса шуни, йәни топақ, қошқар, вә пахланларни бериңлар һәм улар тәләп қилған буғдай, туз, шарап вә зәйтун яғлиридин тартип һәммини һәр күни үзүлдүрмәй тәминләңлар. 10 Шундақ болғанда, улар асмандики Худани хурсән қилидиған қурванлиқларни сунуп, Худаниң маңа вә оғуллиримға бәхит ата қилишиға дуа қилалайду. 11 Йәнә шундақ буйруймәнки: Кимки пәрманимға өзгәртиш киргүзсә, униң өйиниң бир лими суғирип елинип, у адәм тикләнгән лимға санчип қоюлсун, өйи әхләт догисиға айлансун. 12 Әгәр бирәр падиша яки пухра бу пәрманға өзгәртиш киргүзсә, мәзкүр ибадәтханини вәйран қиливәтмәкчи болса, Өз намини улуқлашқа Йерусалимни таллиған Худа уни урсун. Мәзкүр пәрманни мәнки, Дариос җакалиди, сөзсиз иҗра қилинсун!» Ибадәтханиниң Худаға беғишлиниши 13 Шуниң билән Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә уларниң хизмәтдаш әмәлдарлири, падишаниң пәрманини сөзсиз иҗра қилди. 14 Һагай пәйғәмбәр вә Иддониң оғли Зикирия пәйғәмбәрниң Худаниң сөзини йәткүзүши билән йәһудийларниң ақсақаллири ибадәтхана қурулушини илгири сүрди. Улар исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң әмригә бенаән Персийә падишалири Корәш, Дариос вә Артахшастиниң пәрманлири бойичә ибадәтханини қурушни тамамлиди. 15 Дариос падиша һакимийитиниң 6-жили Адар ейиниң 3-күни* ибадәтханиниң қурулуши тәл-төкүз тамам болди. 16 Исраил хәлқи, җүмлидин роһанийлар, лавийлар вә қалған сүргүнләр ибадәтханини Худаға беғишлаш мәрасимини шат-хорамлиқ ичидә өткүзди. 17 Улар бу мәрасимда 100 туяқ топақ, 200 туяқ қошқар вә 400 туяқ пахлан қурванлиқ қилди, йәнә 12 текини Исраилниң 12 қәбилиси үчүн гуна кәчүрүлүш қурванлиғи қилди. 18 Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики язмиларға бенаән роһанийлар билән лавийлар өз җамаәтчилиги бойичә Йерусалимдики ибадәтханида новәтчилик билән Худаниң хизмитини қилишқа тәшкилләнди. «Өтүп кетиш» һейтиниң өткүзүлүши 19 1-айниң 14-күни* сүргүндин қайтип кәлгәнләр «Өтүп кетиш» һейтини өткүзди. 20 Пүтүн роһанийлар вә лавийлар өзлирини паклиди. Улар паклинип, барлиқ сүргүнләр, хизмәтдаш роһанийлар вә өзлири үчүн «Өтүп кетиш» һейтиниң мелини боғузлиди. 21 Сүргүндин қайтип кәлгән исраиллар вә напак йолини ташлап, Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға ибадәт қилидиған шу йәрдики йәһудий әмәсләрму бу қурванлиқ билән ғизаланди. 22 Андин улар «Петир нан» һейтини шат-хорамлиқ ичидә йәттә күн өткүзди. Пәрвәрдигар уларни шатлиққа чөмдүргән еди, чүнки у Ассур падишасиниң дилини юмшитип, исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң ибадәтханисини қайтидин қурушни қоллатқузған еди. *15 Һазирқи заман календари бойичә миладийәдин илгири 516 жили 12-мартқа тоғра келиду. *19 Бу йәһудий календари бойичә болуп, һазирқи заман календари бойичә 4-айниң 21-күнигә тоғра келиду.
7 Әзраниң Йерусалимға йетип келиши 1 Нурғун жиллардин кейин Персийә падишаси Артахшасти мәзгилидә Әзра исимлиқ бир роһаний өткән болуп, у Сираяниң оғли, Сирая Азаряниң оғли, Азаря Хилқияниң оғли, 2 Хилқия Шаллумниң оғли, Шаллум Задоқниң оғли, Задоқ Ахитубниң оғли, 3 Ахитуб Амаряниң оғли, Амаря Азаряниң оғли, Азаря Мирайотниң оғли, 4 Мирайот Зирахяниң оғли, Зирахя Уззиниң оғли, Уззи Буққиниң оғли, 5 Буққи Абишуваниң оғли, Абишува Пинихасниң оғли, Пинихас Әлъазарниң оғли, Әлъазар болса тунҗа баш роһаний Һарунниң оғли еди. 6 Бабилдин кәткән Тәврат устази Әзра Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа Муса пәйғәмбәргә чүшәргән Тәврат қанунида камаләткә йәткән еди. Әзра падишадин немини тәләп қилса, падиша шуни орунлап берәтти, чүнки Пәрвәрдигар, йәни у етиқат қилип кәлгән Худа униңға яр болған еди. 7 Артахшасти падишаниң йәттинчи жили Әзра бир топ исраилларни Йерусалимға елип кәлди. Бу кишиләр арисида роһанийлар, лавийлар, ибадәтхана мунаҗәтчилири, дәрвазивәнлири вә хизмәткарлири бар еди. 8-9 Улар Артахшасти падишаниң 7-жили 1-айниң 1-күни* Бабилдин йолға чиқти. Худа Әзраға яр-йөләк болғанлиқтин, улар 5-айниң 1-күни* Йерусалимға йетип кәлди. 10 Әзра Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунини үгинишкә, иҗра қилишқа вә бу қанунниң қаидә-низамлирини исраилларға үгитишкә өзини беғишлиған еди. Артахшасти падишаниң Әзраға язған мәктүби 11 Артахшасти падиша исраилларға чүшәргән Пәрвәрдигарниң әмир-пәрманлирини пишшиқ билидиған Тәврат устази Әзра роһанийға ушбу мәктүпни бәрди. 12 «Мәнки, шаһларниң шаһи Артахшастидин асмандики Худаниң қануниниң устази Әзра роһанийға салам! 13 Падишалиғимда яшаватқан исраил хәлқи, җүмлидин роһанийлар, лавийлар вә башқиларға шуни буйруймәнки, улар халиғиничә сили билән бир қатарда Йерусалимға қайтип кәтсә болиду. 14 Мән, җүмлидин йәттә мәслиһәтчим билән бирликтә өзлирини Йерусалим вә Йәһудийәгә қайтқан сүргүнләрниң силигә һавалә қилинған Худаниң қануниға әмәл қилиш әһвалини билип келишкә әвәттим. 15 Мениң вә мәслиһәтчилиримниң өз разилиғимиз билән тәғдим қилған алтун-күмүчлиримизни исраиллар етиқат қилип кәлгән вә Йерусалимда болған Худаға беғишлиғайла. 16 Шуниңдәк, Бабил өлкисидә жиғилған алтун-күмүчләр вә исраиллар һәм роһанийлар етиқат қилип кәлгән Худаниң Йерусалимдики ибадәтханисиға сунулған халис һәдийиләрни алғач кәткәйла. 17 Буларға топақ, қошқар, пахланларни, җүмлидин улар билән биргә ашлиқ вә шарапларни сетивелип, силәр етиқат қилип кәлгән Худаниң Йерусалимдики ибадәтханисиниң қурванлиқ суписида һәдийә қилғайла. 18 Өзлири вә қериндашлири ешип қалған алтун-күмүчләрни силәр етиқат қилип кәлгән Худаниң ирадисигә асасән мувапиқ җайға ишләткәйла. 19 Ибадәтханиниң хизмити үчүн өзлиригә берилгән қача-қучиларни Йерусалим үстидин һөкүмранлиқ қилған Худаға беғишлиғайла. 20 Буниңдин башқа, ибадәтханаңларға немә лазим болса, орда ғәзнисидин елип ишләткәйла. 21 Мәнки, Артахшасти падиша Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң барлиқ ғәзнә әмәлдарлириға буйруймәнки, асмандики Худаниң қанунини пишшиқ билидиған Әзра роһанийниң барлиқ тәләплирини тездин бәҗа кәлтүрүңлар. 22 Силәр 3400 кило күмүч, 300 тағар буғдай, 2200 кило шарап, 2200 кило зәйтун йеғиғичә тәмин етиңлар. Туз билән чәксиз тәминләнсун. 23 Силәр асмандики Худа Өз ибадәтханиси үчүн чүшәргән әмирлириниң һәммисини толуқ бәҗа кәлтүрүңлар. Шундақ болғанда, Худаниң ғәзиви маңа вә оғуллиримға чүшмәйду. 24 Роһанийлар, лавийлар, мунаҗәтчиләр, дәрвазивәнләр, хизмәткарлар вә ибадәтханидики һәрқандақ башқа хизмәтчиләрдин мәҗбурий селиқ елинмисун. 25 Әзра Худа өзлиригә ата қилған әқил-парасәт билән Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкидә яшайдиған һәм Худаниң қанунини билидиған барлиқ адәмләрни башқурушқа әмәлдар вә сотчиларни тайинлиғайла. Қанундин савати йоқларға униңдин тәлим бәргәйла. 26 Кимки Худаниң қануниға яки падишалиқниң қануниға бойсунмиса, қаттиқ җазаға тартилсун, өлтүрүлсун, сүргүн қилинсун яки мал-мүлкидин айрилсун, яки қамаққа ташлансун». Әзраниң Худани мәдһийилиши 27 Әзра мундақ деди: «Пәрвәрдигар, йәни әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа мәдһийиләнгәй! У Йерусалимдики Өз ибадәтханисини зенәтләшни падишаниң дилиға салди. 28 Худа маңа мәңгүлүк меһир-шәпқәт көрситип, мени падиша, униң мәслиһәтчилири вә барлиқ абройлуқ әмәлдарлириниң қоллишиға егә қилди. Пәрвәрдигарим Худа маңа яр болуп, маңа җасарәт бәрди. Шуңа мән исраилларниң жут башлирини өзәм билән биллә қайтишқа жиғдим». *8-9 Һазирқи заман календари бойичә миладийәдин бурунқи 458-жили 4-айниң 8-күнигә тоғра келиду. *8-9 Һазирқи заман календари бойичә миладийәдин бурунқи 458-жили 8-айниң 4-күнигә тоғра келиду. 8 Әзра билән биргә сүргүндин қайтип кәлгәнләр 1 Артахшасти падиша һакимийәт тутқан мәзгилдә мәнки, Әзра билән биллә Бабилдин Йерусалимға қайтип кәлгән җамаәт башлиқлириниң исимлиги вә уларниң нәсәбнамиси төвәндикичә: 2-3 Пинихас җамаитидин Гершом, Итамар җамаитидин Даниял, Давут җамаитидин Шеканяниң әвлади Хаттуш, Паръош җамаитидин Зикирия билән нәсәбнамиси ениқ болған 150 әр, 4 Пахат-Моаб җамаитидин Зирахяниң оғли Әлйиһоенай вә 200 әр, 5 Затту җамаитидин Яхазиелниң оғли Шеканя вә 300 әр, 6 Адин җамаитидин Йонатанниң оғли Әбид вә 50 әр, 7 Елам җамаитидин Аталяниң оғли Йишая вә 70 әр, 8 Шифатя җамаитидин Микаилниң оғли Зибадя вә 80 әр, 9 Йоаб җамаитидин Йихиелниң оғли Обадя вә 218 әр, 10 Бани җамаитидин Йосифяниң оғли Шиломит вә 160 әр, 11 Бебай җамаитидин Бебайниң оғли Зикирия вә 28 әр, 12 Азгад җамаитидин Һаққатан оғли Йоханан вә 110 әр, 13 вақчирәк қайтип кәлгән Адониқам җамаитидин Әлифәләт, Йиуел, Шимая вә 60 әр, 14 Бигвай җамаитидин Утай, Заккур вә 70 әр. Әзраниң Йерусалимға бериши 15 Мән барлиқ хәлиқни Аһаваға қарап ақидиған дәрияниң бойиға җәм қилдим вә у йәрдә үч күн қараргаһ қурдуқ. Мән роһанийлар вә қалған хәлиқни тәкшүргинимдә, лавийларниң йоқлуғини байқидим. 16 Шуңа жут башлиридин Әлиәзәр, Ариел, Шимая, Әлнатан, Яриб, Әлнатан, Натан, Зикирия вә Мишулламларни һәм әқиланә устазлардин Йояриб вә Әлнатанларни чақирип, 17 уларни Касифя дегән җайдики лавийларниң беши Иддониң йениға әвәттим. Мән ибадәтхана хизмәткарлири Иддо вә униң уруқ-туққанлиридин, Йерусалимдики ибадәтханида Худаниң хизмитини қилишқа адәм әвәтип беришни соридим. 18 Худа маңа яр болуп, бизгә Шеребия исимлиқ әқил-идрәклик бир кишини әвәтти. У Махли җамаитидин болған лавийлардин еди, униң оғуллири вә әр қериндашлиридин болуп, җәми он сәккиз киши кәлди. 19 Улар йәнә Мирари җамаитидин Хашабя вә Йишая һәм униң оғуллири вә әр қериндашлиридин жигирмә кишини әвәтти. 20 Униңдин башқа, йәнә 220 нәпәр ибадәтхана хизмәткари қетилип кәлди. Бу кишиләрниң әҗдатлирини Давут падиша вә униң әмәлдарлири лавийларға ярдәм беришкә тайинлиған болуп, уларниң исимлири тизимликтә бир-бирләп йезилған еди. 21 Аһава дәриясиниң бойида мән җамаәткә роза тутушни җакалап, уларниң Худаниң һозурида кәмтәр болуп, Худадин биз, балилиримиз вә барлиқ мал-мүлкимиз үчүн бехәтәр сәпәр тилидим. 22 Падишадин сәпәрдә бизни дүшмәндин қоғдашқа пиядә вә атлиқ әскәрләрни сораш мән үчүн бир номус иш еди. Чүнки мән падишаға: «Худайимиз Униңға таянғанларға яр болиду, лекин Униңдин йүз өрүгәнләргә ғәзәп яғдуриду», дегән едим. 23 Шуңа биз роза тутуп, Худаниң бизни қоғдишиға дуа қилдуқ. Худа дуайимизни иҗавәт қилди. 24 Роһаний башлиқлар арисидин Шеребия, Хашабя вә уларниң он туққинини таллидим. 25 Андин падиша, униң мәслиһәтчи һәм әмәлдарлири вә барлиқ исраиллар ибадәтханиға тәғдим қилған алтун-күмүч вә қача-қучиларниң еғирлиғини тартип уларға тапшурдум. 26 Мән тапшурған нәрсиләр төвәндикичә: 22 тонна күмүч, күмүч қача-қучилар (җәми 3400 кило), 3400 кило алтун, 27 20 данә алтун қача (8 кило 400 грамм), 2 данә есил, пақирақ мис қача (қиммити алтун билән баравәр). 28 Мән уларға: — Силәр вә қача-қучилар Пәрвәрдигарға аталған. Алтун-күмүч болса Пәрвәрдигар, йәни әҗдатлириңлар етиқат қилип кәлгән Худаға беғишланған чин диллиқ һәдийәдур. 29 Силәр Йерусалимдики ибадәтханиниң амбарлириға йетип барғичә, уларға яхши қараңлар. Силәр роһаний башлиқлар, лавийлар вә исраилларниң җамаәт башлиқлири алдида еғирлиғини тартип өткүзүп бериңлар, — дедим. 30 Шуниң билән роһанийлар һәм лавийлар бу алтун-күмүч вә қача-қучиларни Худайимизниң Йерусалимдики ибадәтханисиға елип бериш вәзиписини тапшурувалди. 31 Биз 1-айниң 12-күни* Аһава дәриясидин Йерусалимға қарап йолға чиқтуқ. Сәпиримиздә Худайимиз бизгә яр болуп, бизни дүшмән вә қарақчиларниң һуҗумидин сақлиди. 32 Йерусалимға йетип берип, үч күн дәм алдуқ. 33 Төртинчи күни ибадәтханиға берип, алтун-күмүч вә қача-қучиларниң еғирлиғини тартип, Урияниң оғли Миремот роһанийға тапшуруп бәрдуқ. Миремот роһанийниң йенида Пинихасниң оғли Әлъазар, лавийлардин Йешуваниң оғли Йозабад вә Биннуйниң оғли Ноадядинлар бар еди. 34 Һәммә нәрсиләрни санап, таразидин өткүзүп хатиригә алдуқ. 35 Қайтип кәлгән исраилларниң һәммиси өзлири етиқат қилип кәлгән Худаға атап көйдүрмә қурванлиқларни қилди. Улар барлиқ исраиллар үчүн 12 топақ, 96 қошқар, 77 пахлан вә гуна кәчүрүлүш қурванлиғи үчүн 12 текә қурванлиқ қилди. Бу малларниң һәммиси қурванлиқ үчүн көйдүрүлүп, Пәрвәрдигарға сунулди. 36 Улар йәнә падиша өзлиригә һавалә қилған мәктүпни Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкә башлиқлири билән әмәлдарларға йәткүзүп бәрди. Шуниң билән улар исраил хәлқи вә Худаға беғишланған ибадәтханиға ярдәмдә болди. *31 Һазирқи заман календари бойичә 4-айниң 19-күнигә тоғра келиду. 9 Исраилларниң йәрлик хәлиқләр билән некалиниш мәсилиси 1 Бу ишлар өтүп, бәзи йәһудий әмәлдарлар маңа келип: — Бәзи исраиллар, җүмлидин улар арисидики бәзи роһанийлар вә лавийларму йәрлик хәлиқләрдин, йәни қананлар, хитлар, пәриззиләр, йибуслар, аммонлар, моаблар, мисирлиқлар, аморлардин вә уларниң жиркиничлик ишлиридин өзлирини нери тутмиди. 2 Улар вә уларниң оғуллири йәрлик хәлиқләрниң қизлиридин өйлинип, Худаниң муқәддәс хәлқини булғиди. Бу садақәтсиз ишта әң ямини әмәлдарлар билән башлиқлар башламчи гунакар! — деди. 3 Мән бу ишни аңлиған һаман, чапан-чарамни житип, чач-сақаллиримни жулуп, чөчүгән һалда таң қетип олтирип қалдим. 4 Таң қетип олтирип қелишим таки кәчлик қурванлиқни сунғичә болди. Исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң сөзидә чиң туридиған кишиләр башқа сүргүнләрниң садақәтсизликлирини аңлап, титиригән һалда әтрапимға олишивалди. 5 Кәчлик қурванлиқ сунидиған чағда, мән қайғу-һәсрәт ичидә чапан-чарилирим житиқ һалда орнумдин турдум. Андин тизлинип туруп, қоллиримни Пәрвәрдигарим Худаға көтирип, 6 дуа қилдим: «Әй Худа, һәқиқәтән хиҗаләтмән! Сениң алдиңда уялғинимдин йүзүмни көтирәлмәймән. Бизниң гуналиримиз асманға тақашти, җинайәтлиримиз чекигә йәтти. 7 Әҗдатлиримиз заманидин һазирғичә еғир гуна ичидә өттуқ. Шу сәвәвидин биз, падишалиримиз вә роһанийлиримиз яқа жутлуқ падишаларниң қолиға чүшүп, қирғин, тутқун, талан-тараҗ қилинған вә хорланған едуқ. Бүгүнки күндә йәнила шундақ болмақтимиз. 8 Бирақ һазир Пәрвәрдигаримиз Худа бизгә қисқа вақит меһир-шәпқәт қилип, аз бир қисмимизни сүргүндин қутқузуп, бу муқәддәс маканда аман-есән яшатти. У бизләргә үмүт ата қилип, қуллуғимизда бизгә бираз арамлиқ бәрди. 9 Биз қул едуқ, бирақ У бизни қуллуқта ташлап қоймиди. У бизгә Персийә падишалириниң көз алдида мәңгүлүк меһир-шәпқәт көрситип, йеңи һаятлиқ бәрди, Худайимизниң ибадәтханисини қайтидин қурғузди һәм харабиликләрни түзәтти. Бизләрни Йәһудийә вә Йерусалимда қоғдап қалди. 10 Әй Худайимиз! Бирақ әнди биз буниңға немә дәләләймиз? Сениң әмир-пәрманлириңға йәнә бойсунмидуқ. 11 Хизмәткариң пәйғәмбәрләр арқилиқ қилған әмирлириңгә хилаплиқ қилдуқ. Улар бизгә: «Силәр берип егә болидиған йәр, йәрлик аһалиниң напак қилмишлири билән булғанған. Уларниң жиркиничлик ипласлиқлири у йәрниң һәммә булуң-пушқақлириға толған. 12 У кишиләр билән һәргиз некаланмаңлар вә уларниң аманлиғи яки ронақ тепишини тилимәңлар. Шундақ қилсаңлар, силәр күчийисиләр, бу зиминниң һосуллиридин һөзүрлинисиләр һәм бу йәрни әвлатлириңларға мәңгү мирас қалдурисиләр», дегән. 13 Бешимизға кәлгән һәммә иш бизниң яманлиқ вә хаталиқлиримиздин болди. Шундақтиму, әй Худайимиз, бизгә бәргән җазайиң йәнила йеник болуп, бәзилиримизни йәнила аман қалдурдуң. 14 Биз әнди қандақму Сениң әмирлириңгә хилаплиқ қилип, бу жиркиничлик кишиләр билән некалинайли? Әгәр шундақ қилсақ, җәзмән ғәзивиңни қозғап, биримизниму қоймай һалак қилмамсән? 15 Әй Пәрвәрдигар, исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа, Сән һәққанийдурсән! Бәзилиримиз қутулған болсақму, амма бүгүнки күндә аз қалдуқ. Лекин бизгә бақсаң, биз һәммимиз алдиңда гунакармиз. Шу сәвәвидин һечким Сениң һозуруңда болалмайду». 10 Товва қилиш 1 Әзра ибадәтхана алдида йүзини йәргә йеқип, жиға-зар билән дуа қилип, гуналар үчүн товва қиливатқинида, зор бир топ исраиллар, җүмлидин әр-аял вә балилар униң әтрапиға олишип, һәсрәтлик жиғлашти. 2 Елам җамаитидин Йихиелниң оғли Шеканя Әзраға: — Биз йәрликләрдин болған ят хәлиқләрдин хотун елип, Худайимизға садақәтсизлик қилдуқ. Гәрчә шундақ болсиму, Исраилда йәнә үмүт бар. 3 Шуңа биз бу хотунлар вә улардин болған балилардин ваз кечимиз дәп, Худайимизға қәсәм беришимиз керәк. Биз сениң вә Худайимизниң әмригә бойсунидиған кишиләрниң нәсиһәтлири бойичә меңип, буни Худаниң қануниға бенаән орунлаймиз. 4 Орнуңдин тур! Сән бу ишни бир тәрәп қилишта һоқуқлуқ, биз сени қоллаймиз. Сән җүръәтчан болуп, бу ишни әмәлгә ашур! — деди. 5 Шуниң билән Әзра орнидин туруп, роһаний башлиқлар, лавийлар вә қалған барлиқ исраил хәлқини бу тәклип бойичә иш қилишқа қәсәм қилдурди. Улар шу бойичә иш қилди. 6 Андин Әзра ибадәтхана алдидин кетип, Әляшибниң оғли Йиһохананниң һоҗрисиға кирди. У у йәрдә қайтип кәлгән сүргүнләрниң садақәтсизлиги үчүн бир кечә йемәй-ичмәй һәсрәт чәкти. 7 Кейин Йерусалим вә Йәһудийәниң башқа җайлириға сүргүндин қайтип кәлгән адәмләрниң һәммисиниң Йерусалимға җәм болуши тоғрисида мундақ әмир чүширилди: 8 «Кимки үч күн ичидә Йерусалимға йетип кәлмисә, әмәлдар вә ақсақалларниң буйруғи бойичә мал-мүлки тартивелинип, җамаәтниң әзаси болалмайду». 9 Үч күн ичидә барлиқ Йәһуда вә Бинямин қәбилисидикиләр Йерусалимға җәм болди. 9-айниң 20-күни* барлиқ хәлиқ ибадәтхана алдидики мәйдандин орун алди. Қаттиқ ямғур вә бу ишниң җиддийлиги сәвәвидин һәммә адәмни титирәк басти. 10 Андин Әзра роһаний орнидин туруп, уларға: — Силәр садақәтсизлик қилип, ят хәлиқләрдин хотун елип, исраилларни техиму еғир гунаға патқуздуңлар. 11 Әнди силәр Пәрвәрдигар, йәни әҗдатлириңлар етиқат қилип кәлгән Худаға гунайиңлар үчүн товва қилип, Униң ирадиси бойичә иш көрүңлар. Зиминимизда туридиған йәрлик хәлиқләр вә яттин алған хотунлириңлардин мунасивәтни үзүңлар! — деди. 12 Җамаәт жуқури авазда җававән мундақ деди: — Тоғра ейттиңиз, дегиниңизни бәҗа кәлтүримиз! 13 Лекин адәм көп һәм ямғур пәсли, биз сиртта узун туралмаймиз. Бу бир-икки күндә пүтидиған иш әмәс. Чүнки бу гунаға патқан адәмләр наһайити көп. 14 Әмәлдарлиримиз бизгә вәкил болсун. Ят хәлиқләрдин хотун алған кишиләр бәлгүләнгән вақитта өз шәһириниң ақсақал вә сорақчилири билән биллә бу йәргә кәлсун. Шундақ қилғанда, Худайимизниң бу ишқа болған ғәзиви пәсийип қалар. 15 Пәқәт Асаелниң оғли Йонатан билән Тиқваһниң оғли Яхзия буниңға қарши чиқти. Уларни Мишуллам билән лавийлардин Шаббитай қоллиди. 16 Қалғанлар бу мәслиһәтни қобул қилди. Шуңа Әзра роһаний һәр җамаәт башлиқлири арисидин кишиләрни таллап, уларниң исимлирини хатириләвалди. 10-айниң 1-күни* бу кишиләр җәм болуп тәкшүрүшни башлиди. 17 Улар 1-айниң 1-күни* ят хәлиқләрдин хотун алғанларниң һәммисини ениқлап болди. Ят хәлиқләрдин хотун алған кишиләр 18 Ят хәлиқләрдин хотун алған роһанийлар җамаитиниң исимлиги төвәндикичә: Йозадақниң оғли Йешува вә униң қериндашлириниң җамаитидин: Маасея, Әлиәзәр, Яриб вә Гидаля. 19 Улар хотунлирини қоюп беришкә қәсәм қилип, гунайи үчүн әйип қурванлиғи сүпитидә бирдин қошқарни һәдийә қилди. 20 Иммер җамаитидин Ханани вә Зибадя, 21 Харим җамаитидин Маасея, Иляс, Шимая, Йихиел вә Уззия, 22 Пашхур җамаитидин Әлйоенай, Маасея, Исмаил, Нитанъел, Йозабад вә Әласа, 23 лавийлардин Йозабад, Шимъи, Қелая (Қилита дәпму атилиду), Питахя, Йәһуда вә Әлиәзәр. 24 Ибадәтхана мунаҗәтчилиридин Әляшиб, ибадәтхана дәрвазивәнлиридин Шаллум, Тәләм вә Ури, 25 башқа исраиллардин: Паръош җамаитидин Рамия, Йизия, Малкия, Миямин, Әлазар, Малкия вә Биная, 26 Елам җамаитидин Маттаня, Зикирия, Йихиел, Абди, Йиремот вә Иляс, 27 Затту җамаитидин Әлйоенай, Әляшиб, Маттаня, Йиремот, Забад вә Азиза, 28 Бебай җамаитидин Йиһоханан, Хананя, Заббай, Атлай, 29 Бани җамаитидин Мишуллам, Маллук, Адая, Яшуб, Шиал, Йирамот, 30 Пахат-Моаб җамаитидин Адна, Килал, Биная, Маасея, Маттаня, Бизалел, Биннуй вә Манассә, 31 Харим җамаитидин Әлиәзәр, Йишшия, Малкия, Шимая, Шимон, 32 Бинямин, Маллук вә Шимаря, 33 Хашум җамаитидин Маттинай, Маттатта, Забад, Әлифәләт, Йиремай, Манассә вә Шимъи, 34 Бани җамаитидин Маадай, Амрам вә Уел, 35 Биная, Бедяһ, Килуһи, 36 Ваняһ, Миремот, Әляшиб, 37 Маттаня, Маттинай вә Яасай, 38 Биннуй җамаитидин Шимъи, 39 Шәләмя, Натан, Адая, 40 Макнадба, Шашай, Шарай, 41 Азаръел, Шәләмя, Шимаря, 42 Шаллум, Амаря вә Йүсүп, 43 Нибо җамаитидин Йииел, Маттитя, Забад, Зибина, Яддай, Йоел вә Биная. 44 Мана бу кишиләрниң һәммиси ят хәлиқләрдин хотун алған, бәзилири бу хотунлардин балиму тапқан. *9 Һазирқи заман календари бойичә 12-айниң 19-күнигә тоғра келиду. *16 Һазирқи заман календари бойичә 12-айниң 29-күнигә тоғра келиду. *17 Һазирқи заман календари бойичә 3-айниң 27-күнигә тоғра келиду. |
||