«Чүшәндүрүш Самуил биринчи қисим»
. . Миладидин бурунқи 15-әсирдә Муса пәйғәмбәр исраилларни Мисирдин елип чиқип, Пәрвәрдигар уларға беришкә вәдә қилған зиминға башлап бариду. Һалбуки, исраиллар Пәрвәрдигарға изчил һалда ишәнмәй кәлгәчкә, уларниң у зиминға киришигә 40 жил вақит кетиду. У вақитта Муса пәйғәмбәр аләмдин өткән болуп, исраилларға Йошува дегән адәм башчилиқ қилип, уларни Пәрвәрдигар вәдә қилған зиминға елип кириду. Исраиллар у зиминни егиләп болғандин кейин, Йошуваму аләмдин өтиду вә кейин исраилларға Худа тәрипидин тайинланған сәрдарлар йетәкчилик қилиду. Муқәддәс Китапниң «Самуил» қисмидин Самуил пәйғәмбәр, Саул падиша вә Давут пәйғәмбәрләрниң һаяти һәққидики баянларни тапалайсиз. Самуил пәйғәмбәр Исраил падишалиғиниң тиклинишидә муһим роль ойниған пәйғәмбәрдур. Униң тәсири астида, исраиллар айрим-айрим сәрдарлар тәрипидин йетәкчилик қилинидиған, өзара мунасивәтлири жирақ болған он икки қәбилидин тәркип тапқан хәлиқтин, бирла падиша тәрипидин һөкүмранлиқ қилинидиған, бирликкә кәлгән хәлиққә айланған. Бу вақиәләр миладидин бурунқи 11-әсирдә йүз бәргән. Самуил пәйғәмбәр исраилларниң әң ахирқи һөкүмранлиқ қилғучи сәрдаридур. Пәрвәрдигар Самуил пәйғәмбәргә Саулни падиша қилип тикләшни ейтиду, шуниң билән Саул Исраилниң биринчи падишаси болиду. Кейин Саул Пәрвәрдигарға бойсунмиғачқа, Пәрвәрдигар Самуил пәйғәмбәргә Саулниң әвладидин болмиған Давутни униң орниға падиша қилип тикләшни буйруйду. Гәрчә Самуил Давутни падишалиққа тайинлиған болсиму, амма униң падишалиқ тәхтигә олтиришиға нурғун жиллар кетиду. Давут бу жилларни наһайити еғир җапа-мәшәқәтләр билән өткүзгән болуп, бу җапа-мәшәқәтләр җәриянида униң Худаға бағлиған үмүти үзүлмәйду. Бәрһәқ, Худа униңға мәдәт берип, уни қоғдайду. Муқәддәс Китапниң «Самуил иккинчи қисмида» Саул падишаниң өлүми вә Давут пәйғәмбәрниң алди билән Йәһуда қәбилисигә, андин пүткүл Исраилға падиша болғанлиғи тәсвирләнгән. Шуниң билән биргә Давут падишаниң Худаға тайинип, исраилларниң дүшмәнлири үстидин ғалибә қилип, Исраил тарихидики данишмән, адаләтлик вә әң улуқ падиша болғанлиғи әҗайип тәсирлик һалда баян қилиниду. Гәрчә Давут пәйғәмбәр улуқ падиша болған болсиму, уму еғир гуналарни өткүзиду. Униң Саул падишадин пәриқлиқ йери шуки, Худа униңға гуналирини көрситип бәргәндә, у товва қилиду (Самуил иккинчи қисим 12-бап 12-13-айәтләр). Униң гуналири еғир ақивәтләрни елип кәлгән болсиму, меһир-шәпқәтлик Худа уни кәчүрүп, падишалиқтин елип ташлимайду. Давут пәйғәмбәр изчил һалда Худаға тайинип яшиған зат болуп, Пәрвәрдигарни хурсән қилишта униң һаяти башқиларға үлгә болиду. Муқәддәс Китапниң «Самуил» қисми Пәрвәрдигарниң исраил хәлқи билән қандақ мунасивәттә болғанлиғини көрситип беридиған тарихий факттур. «Самуил» бизгә Егимиз Худаниң қудритини, һәққанийитини вә меһир-муһәббитини көрситипла қалмастин, бәлки Самуил пәйғәмбәр, Давут падиша вә башқиларниң һаят кәчүрмишлири арқилиқ бизниң Худа билән, шундақла бир-биримиз билән қандақ мунасивәттә болушимиз керәклигини үгитиду. Китаптики «таки һазирғичә» дегән ибарә биз яшаватқан бүгүнки дәвирни әмәс, бәлки шу тарихий вақиәләр йезиливатқан вақитни көрситиду. Муқәддәс Китапниң бу тәрҗимисидә биз ибраний тилида йезилған қедимки ишәнчлик текстларға асасландуқ. Әсли нусхида ишлитилгән вақит вә башқа өлчәм бирликлири һазирқи заман өлчәм бирликлиригә айландурулди. Тезис: 1. Самуил пәйғәмбәр («Самуил 1-қисим» 1-баптин 7-бапқичә) 2. Самуил пәйғәмбәр вә Саул падиша («Самуил 1-қисим» 8-баптин 15-бапқичә) 3. Саул падиша, оғли Йонатан вә Давут пәйғәмбәр («Самуил 1-қисим» 16-баптин «Самуил 2-қисим» 1-бапқичә) 4. Давут пәйғәмбәрниң падиша болуши («Самуил 2-қисим» 2-баптин 20-бапқичә) 5. Давут падишаниң ахирқи жиллири («Самуил 2-қисим» 21-баптин 24-бапқичә)
|
||