Луқа баян қилған Хуш Хәвәр

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу китапниң муәллипи йәһудий миллитидин болмиған дохтур Луқадур. У өз китавини һәзрити Әйсаниң һаятиниң гувачилири болған кишиләр¬ниң өз көзи билән көргәнлирини асас қилип йезип чиққан.
Луқа бу китапта һәзрити Әйсаниң исраилларға вәдә қилинған Қутқаз¬ғучи болупла қалмай, бәлки пүткүл инсанларниң Қутқазғучиси екәнлигини тәсвирләп берип, Униң туғулушидин таки асманға көтирили¬шигичә болған вақиәләрни тәпсилий баян қилған.
Бу китапта Худаниң инсанларни қутқузуш планиниң йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни өз ичигә алидиғанлиғи, Хуш Хәвәр елип келиди¬ған бәхит, дуа қилишниң муһимлиғи, һәзрити Әйсаниң һәр хил һаҗәт¬мәнләргә, болупму шу вақитларда төвән орунда туридиған аяллар, намрат¬лар вә «гунакарларға» көңүл бөлгәнлиги вә Муқәддәс Роһниң әвәтилиши нуқтилиқ тәкитләнгән.

Тезис:

1. Һәзрити Әйсаниң дунияға келиши вә балилиқ чағлири (1-2-баплар)

2. Һәзрити Әйсаниң чөмүлдүрүлүши вә синилиши (3-баптин 4-бап 13-айәткичә)

3. Һәзрити Әйсаниң Җәлилийәдики хизмити (4-бап 14-айәттин 9-бап 50-айәткичә)

4. Һәзрити Әйсаниң Йерусалимға сәпири (9-бап 51-айәттин 19-бап 27-айәткичә)

5. Һәзрити Әйсаниң Йерусалимдики хизмити (19-бап 28-айәттин 21-бап 4-айәткичә)

6. Һәзрити Әйсаниң кәлгүсидики ишларни алдин-ала ейтиши (21-бап 5-38-айәтләр)

7. Һәзрити Әйсаниң өлтүрүлүши вә тирилиши (22-24-баплар)