Йәһуда язған хәт


1Әйса Мәсиһниң хизмәткари, Яқупниң иниси мәнки Йәһудадин Худа Атимиз тәрипидин чақирилған, Униң меһир-муһәббитигә ериш­кән, Әйса Мәсиһ тәрипидин қоғдап қелинғанларға салам. 2Худа силәргә һәссиләп рәһимдиллик, аманлиқ вә меһир-муһәббәт ата қилғай!

Сахта тәлим бәргүчиләрниң гуналири вә уларниң ақивити

3Қәдирлик қериндашлирим, мән әсли силәргә һәммимиз һөзүр­линиватқан қутқузулуш йоли тоғрисида йезишқа интизар болуп кәлгән едим. Бирақ һазир буниң орниға силәрни Хуш Хәвәрниң һәқиқитини сақлаш үчүн күрәш қилишқа илһамландуруш мәхситидә бу хәтни йезиш керәклигимни һис қилдим. Худа бу өзгәрмәс һәқи­қәтни бир йолила Өзиниң муқәддәс хәлқигә аманәт қилған. 4Бу хәтни чоқум йезишим керәк, чүнки Худа йолида маңмиған бәзи кишиләр араңларға көз боямчилиқ билән киривелип, бузуқчилиқ қиливәрсәкму Худаниң меһир-шәпқити билән кәчүрүлимиз, дегәндәк тәлимләрни берип, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз болған Әйса Мәсиһни рәт қилмақта. Уларниң сораққа тартилиши һәққидә Муқәд­дәс Язмиларда бурунла йезилған.

5Бурун Рәббимиз Өз хәлқи болған исраилларни Мисирдики қуллуқ­тин қутқузди. Лекин уларниң ичидики Өзигә ишәнмигәнләрни кейин һалак қилди. Буларниң һәммисидин хәвириңлар болсиму, мән уни йәнила есиңларға селишни тоғра таптим. 6Йәнә шуниму есиң­ларда тутуңларки, өз вәзиписиниң һөддисидин чиқишни халимай, өз орунлирини ташлап кәткән периштәләрни Рәббимиз улуқ қиямәт күниниң сориғиғичә мәңгү ечилмайдиған кишәнләр билән кишәнләп қараңғулуққа ташлиди. 7Содом, Гомора вә уларниң әтрапидики шәһәр­ләрниң хәлиқлириниму ядиңлардин чиқармаңлар. Улар худди Худаға бойсунмиған периштәләргә охшаш, Худаға бойсунмай, җин­сий әхлақсизлиқ вә ғәйри шәһванийлиқларға берилип кетип, ахири отта көйдүрүлгән. Бу хәлиқләр яманлиқ қилғучиларниң ақивитиниң мәңгүлүк оттин ибарәт екәнлигигә ибрәт қилинди.

8Араңларға киривалған бу адәмләр «Худадин бир ғайибанә көрүнүш кәлди», дәп бузуқлуқ қилип, шу тәриқидә өз тәнлирини булғимақта. Улар Худаниң һоқуқиға писәң қилмай, асмандики улуқларға күпүрлүк қилмақта.

9Һәтта баш периштә Микаилму Мусаниң җәсиди тоғрисида шәй­тан билән талаш-тартиш қилғанда, уни һақарәтлик сөзләр билән әйип­ләшкә петиналмиған, пәқәт «Сени Пәрвәрдигар әйиплисун», дәпла қойған. 10Лекин бу кишиләр өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә күпүрлүк қилиду. Улар әқилсиз һайванлардәк өз тәбиитиниң хаһиши бойичә яшап, шу арқилиқ өзлирини һалак қилиду. 11Буларниң һалиға вай! Чүнки улар өз инисини өлтүргән Қабилниң йоли билән маңди. Пул тепиш үчүн Билъамға охшаш һәр қандақ яман ишни қилди. Кораһ Худаға қарши исиян көтирип һалак болғандәк, уларму ахир һалак болиду.

12Достанә зияпәтлириңларда тартинмай, силәр билән Рәббимизниң дәстихиниға җәм болған бу кишиләр силәргә дағ кәлтүриду. Улар өз нәпсинила ойлап, шамал һайдиған ямғурсиз булутлардәк болуп, пүтүнләй қуруп кетип, йилтизидин қомуруп ташланған кәч күзниң мевисиз дәрәқлиригә охшайду. 13Худди деңизниң дәһшәтлик долқун­лири мәйнәтчиликни қирғаққа уруп чиқарғандәк, улар өз бузуқчили­ғини ашкарә қилиду. Улар худди еқип чүшкән юлтузларға охшаш болуп, мәңгүлүк һазирлап қоюлған қап-қараңғулуққа йүзлиниду.

14Адәм атиниң йәттинчи әвлади болған Һанух бу кишиләр тоғри­сида мундақ дәп алдин-ала ейтқан:

«Қараңлар, Рәббимиз түмән миңлиған муқәддәс периштә­лири билән кәлмәктә. 15У пүткүл инсанларни сорақ қилип, Униң йолида маңмиған һәр бир инсанниң Худаға қарши һалда қилған яманлиқлири, шундақла бу гунакарларниң Рәббимизгә қарши қилған барлиқ күпүрлүклири түпәйлидин, уларни җазалайду».

16Бу кишиләр һаман ғотулдап, рәнҗип жүриду. Өз һәвәслириниң кәйнигә кириду, махтинип сөзләйду, өз мәнпийити үчүн башқиларға хошамәтчилик қилиду.

Агаһландуруш вә тәлим

17Қәдирлик қериндашлирим, силәр Рәббимиз Әйса Мәсиһниң әлчи­ли­риниң алдин-ала ейтқан сөзлирини есиңларда тутуңлар. 18Улар силәргә: «Ахир заманда гунаға патқан һәвәслириниң кәйнигә кирип, Худани мәсқирә қилидиғанлар чиқиду», дегән еди. 19Улар араңларға бөлгүнчилик салидиған, өз тәбиити тәрипидин башқурулған, қәлбидә Муқәддәс Роһ болмиған кишиләрдур.

20Лекин силәр, қәдирлик қериндашлирим, өзәңларни интайин муқәддәс болған ишәнчиңларниң һули үстидә өсүп йетилдүрүңлар вә Муқәддәс Роһқа тайинип дуа қилиңлар. 21Рәббимиз Әйса Мәсиһ­ниң рәһимдиллик билән силәргә беридиған мәңгүлүк һаятини күтүп, Худаниң меһир-муһәббити ичидә яшаңлар. 22Ишәнчидә тәвриниват­қанларға рәһим қилиңлар. 23Бәзи кишиләрни худди оттин қутулдур­ған­дәк, Худаниң җазасидин қутулдурувелиңлар. Йәнә бәзиләргә рәһим қилиңлар. Бирақ силәр худди бир адәмниң булғанған кийими­дин жиркәнгәндәк, уларниң қилған гуналиридин һәм жиркиниңлар.

Мәдһийә дуаси

24-25Һәммимизни қутқузған ялғуз Худа силәрни жиқилип чүшүш­тин сақлап, әйипсиз вә хошал-хорам һалда Өзиниң улуқвар һозуриға елип келишкә қадирдур. Барлиқ шан-шәрәп, улуқлуқ, қудрәт вә һоқуқ Рәббимиз Әйса арқилиқ әзәлдин та һазирғичә вә әбәдил-әбәт Худаға мәнсүп болғай, амин!