Йәһуда язған хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу хәтниң муәллипи Әйса Мәсиһниң иниси Йәһудадур.
Бу хәт Петрус язған иккинчи хәт билән мәзмун җәһәттә охшаш болуп, муәллипниң бу хәтни йезишидики мәхсити мәсиһийләрни өз¬лирини мәсиһий дәп атавалған сахта тәлим бәргүчиләрдин агаһлан¬дуруштур.
Муәллипниң бу хәтни қәйәрдики мәсиһийләргә язғанлиғи ениқ әмәс. Бирақ хәтниң мәзмуни наһайити ениқ болуп, у мәсиһийләрни өзлири¬ниң арисиға йошурун киривалған сахта тәлим бәргүчиләрдин һәзәр әйләшкә, уларға вә уларниң тәлимлиригә қарши турушқа чақирған. У йәнә мәсиһийләрни ишәнчидә чиң турушқа һәм ишәнчидә тәврәнгүчи¬ләргә ярдәм беришкә чақирған.

Тезис:

1. Салам (1-2-айәтләр)

2. Сахта тәлим бәргүчиләр һәққидә (3-16-айәтләр)

3. Агаһландуруш вә тапилаш (17-23-айәтләр)

4. Худаға мәдһийиләр (24-25-айәтләр)