Колосилиқларға йезилған хәт
Қисқичә чүшәндүрүш
Бу әлчи Павлусниң Әфәс шәһириниң шәрқигә җайлашқан кичик бир шәһәр Колосидики мәсиһийләр җамаитигә язған хетидур. Гәрчә Павлус бу йәрдики мәсиһийләр җамаитини өзи қуруп чиқмиған болсиму, амма у бурун Әфәс шәһиридин у йәргә хизмәтчиләрни әвәткән болғачқа, бу җамаәткә нисбәтән чоң җавапкәрчилигиниң барлиғини һис қилған. Шуңа бу җамаәттә сахта тәлим бәргүчиләрниң пәйда болғанлиғини аңлап, бу хәтни уларға язған.
Сахта тәлим бәргүчиләр роһий күчләр дуниясидики һөкүмранлар вә һоқуқдарларниң тәсиридин тоқуп чиққан тәлимләрни тәрғип қилған. Улар йәнә хәтнә қилишқа охшаш алаһидә урпи-адәтләргә, шундақла йемәк-ичмәк вә башқа тәрәпләрдики бир қисим қаидиләргә риайә қилиш¬та қаттиқ турған.
Павлус бу хәттә Әйса Мәсиһни наһайити тәпсилий, ениқ чүшән¬дүрүш билән Әйса Мәсиһниң һәммидин үстүн туридиғанлиғини, толуқ қутқузулушқа пәқәтла У арқилиқ еришкили болидиғанлиғини, мәси¬һий¬ләр Униңға бағлинип, Униң мукәммәллигидин толуқлинип турғачқа, уларниң бундақ қаидиләргә муһтаҗ әмәслигини көрситип, бу хил тәлим¬ләрни ағдуруп ташлиған. Павлус йәнә бу һәқиқий тәлимниң мәсиһийләр¬ниң һаятидики әһмийитини чүшәндүрүп өткән.
Тезис:
1. Дуаю-салам (1-бап 1-14-айәтләр)
2. Әйса Мәсиһниң үстүнлүги вә хизмити (1-бап 15-айәттин 2-бап 19-айәткичә)
3. Әйса Мәсиһкә бағланған йеңи һаят (2-бап 20-айәттин 4-бап 6-айәткичә)
4. Ахирқи салам (4-бап 7-18-айәтләр)
Қайтиш
|