Колосилиқларға йезилған хәт




1

1Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа таллан­ған мәнки Павлус вә мән арқилиқ қериндишимиз Тимотийдин 2Колоси шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған садиқ вә муқәддәс хәлиққә салам. Худа Атимиз силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!

Шүкүр дуаси

3Биз силәр үчүн дуа қилғанда, һемишәм Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға шүкүр ейтимиз. 4Чүнки биз силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлардин вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә меһир-муһәббәт көрсәткиниңлардин хәвәр таптуқ. 5Силәрниң ишән­чиңлар вә меһир-муһәббитиңлар асманда силәр үчүн сақлиниватқан һәқиқий байлиққа болған үмүтүңлардин кәлгән. Һәқиқәттин ибарәт болған Хуш Хәвәр силәргә дәсләптә йәткүзүлгән чағдила бу үмүт силәрдә пәйда болған. 6Хуш Хәвәр силәргә йәткәндә, силәр Худаниң меһир-шәпқитини һәқиқий тонуп йәттиңлар. Ушбу Хуш Хәвәр араңларда биринчи күндин тартип мевә берип, өз тәсирини көрсәт­кинидәк, һазирму дунияниң нурғун җайлирида шундақ қилмақта. 7Силәр Худаниң бу меһир-шәпқити тоғрилиқ бизниң қәдирлик хизмәт­дишимиз Епафирадин тәлим алдиңлар. У Әйса Мәсиһниң садиқ хизмәткари болуп, бизниң орнимизда силәр үчүн хизмәт қили­ватиду. 8У йәнә Муқәддәс Роһ силәргә ата қилған меһир-муһәббәттин бизни хәвәрдар қилди.

Колосилиқларға қилинған дуа

9Шуңа биз силәр тоғрисидики бу хәвәрни аңлиған күндин башлап, силәр үчүн давамлиқ дуа қилип туруватимиз. Биз дуайимизда Худадин шуни тилидуқки, силәр Муқәддәс Роһ арқилиқ әқил-парасәткә толуп, Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә еришкәйсиләр. 10Шундақ болғанда, Рәббимизниң ирадисигә мунасип яшап, һәр җәһәттин Уни хурсән қилалайсиләр һәм һаятиңларда һәр бир яхши ишта мевә берип, Худани техиму чоңқур тонуп йетәләйсиләр. 11Биз йәнә шуни тилидуқки, Худа силәрни Өзиниң улуқ қудрити билән күчләндүргәй. Шундақ болғанда, силәр һәр қандақ ишқа сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ берәләйсиләр һәм хошал-хорамлиққа чөмүп, 12Худа Атимизға шүкүр ейтисиләр. Чүнки Худа силәрни йоруқлуқта яшаватқан барлиқ муқәддәс хәлиқниң мирасидин ортақ һөзүрлинишкә лайиқ қилди. 13У бизни шәйтанниң зулум-зәхмитидин қутулдуруп, сөйүмлүк Оғлиниң Падишалиғиға елип кирди. 14Биз Униң сөйүмлүк Оғли арқилиқ гунаниң қуллуғидин әркин болдуқ, йәни гуналиримиз кәчүрүм қилинди.

Әйса Мәсиһ вә Униң вәзиписи

15Әйса Мәсиһ көз билән көргили болмайдиған Худаниң обризидур. У барлиқ мәвҗудатлардин бурун моҗут болған болуп, улардин үстүн туриду. 16Чүнки мәйли йәр йүзидә яки асманда болсун, мәвҗудат­лар­ниң һәммиси У арқилиқ яритилған. Көргили болидиған мәвҗудатлар яки көргили болмайдиған асмандики һәр қандақ мәртивиликләр, мәнсәпдарлар, һөкүмранлар вә һоқуқдарлар болсун, һәммиси У арқилиқ вә Униң үчүн яритилғандур. 17У барлиқ мәвҗудатлардин бурун моҗуттур. Барлиқ мәвҗудатлар У арқилиқла моҗут болуп туриду. 18Әйса Мәсиһ Өз тенидин ибарәт болған мәсиһийләр җамаи­ти­ниң Беши вә униң Бәрпа Қилғучисидур. Униң һәр җәһәттин пүткүл мәвҗудатлардин үстүн туруши үчүн, У әң авал өлүмдин мәңгү­лүккә тирилдүрүлгән. 19Худа Өзиниң барлиқ мукәммәл тәбиити­ниң Униңда болушини халиди. 20Һәм У арқилиқ йәр йүзи вә асман­дики барлиқ мәвҗудатни Өзи билән яраштуруп, Униң чапрас яғачта аққузған қени арқилиқ инақлиқни әслигә кәлтүрүшниму халиди.

21Илгири силәрму Худадин айрилип, қилған яман ой-пикриңлар вә ишлириңлар сәвәвидин Униң билән дүшмәнләшкән едиңлар. 22Бирақ һазир Худа Өз Оғли Әйса Мәсиһниң инсан тенидә чапрас яғачқа миқлинип қурван болуши арқилиқ силәрни Өзи билән яраштурди. Буниңдики мәхсәт, силәрниң Худаниң алдида пак, камчилиқсиз вә әйипсиз болушуңлар үчүндур. 23Лекин силәр чоқум ишәнчиңларда тәврәнмәй, чиң вә мустәһкәм турушуңлар, Хуш Хәвәр силәргә елип кәлгән үмүттин ваз кәчмәслигиңлар керәк. Бу Хуш Хәвәр пүтүн йәр-йүзидә йәткүзүлүватқан болуп, мән Павлусму уни йәткүзүшкә тайинландим.

Павлусниң мәсиһийләр җамаитигә қилған хизмити

24Мән һазир силәр үчүн азап-оқубәт тартиватқинимға хурсәнмән. Чүнки худди Әйса Мәсиһ азап-оқубәт тартқанға охшаш, мән Униң тени, йәни мәсиһийләр җамаити үчүн тартишқа тегишлик болған азап-оқубәтниң бир қисмини өз тенимдә тартиватимән. 25Худа Хуш Хәвәрниң силәргә йәткүзүлүши үчүн мени мәсиһийләр җамаитиниң хизмәткари қилип тайинлиди. 26Бу Хуш Хәвәр қедимий заманлардин бу ян ашкариланмиған. Һазир униң сири Худаниң муқәддәс хәлқигә аян қилинди. 27Худа бу сирниң силәр йәһудий әмәсләргиму һәқиқий улуқлуқ елип келидиғанлиғини Өз муқәддәс хәлқигә билдүрүшни халиди. Бу сир дәл Әйса Мәсиһниң қәлбиңларда екәнлигидур. Бу силәр үмүт қилған улуқлуққа кәлгүсидә еришишиңларниң капали­ти­дур. 28Шуңа биз Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни барлиқ инсан­ларға йәткүзүшкә, шундақла Худа бизгә ата қилған барлиқ әқил-парасәт билән уларға несиһәт қилип, тәлим беришкә тиришива­тимиз. Буниңдики мәхсәт, уларниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңға болған ишәнчиниң һәр җәһәттин толуқ йетилгән һалда Худаниң алдиға бериши үчүндур. 29Бу мәхсәткә йетиш үчүн, Әйса Мәсиһтин кәлгән, һаятимда намайән болуватқан зор күчкә тайинип, тиришип-тирмишип ишләватимән.


2

1Мениң силәр вә Лаодикия шәһиридикиләр һәм мени техи көрмигән башқа кишиләр үчүн қандақ тиришип-тирмишип ишләватқанлиғимни билишиңларни халаймән. 2Мениң бундақ ишлишим силәрниң ич-ичиңлардин илһамлинип, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситип, өз-ара бағлинишиңлар үчүндур. Шундақ болғанда, һәқиқәтни чоңқур чүшиништин кәлгән толуқ ишәнчкә еришип, Худа ашкарилиған сирни, йәни Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуп йетәләйсиләр. 3Барлиқ әқил-парасәт вә билим Әйса Мәсиһкә муҗәссәмләнгән. 4Һеч кимниң силәрни чирайлиқ гәп-сөзләр билән аздуруп кәтмәслиги үчүн, буларни ейтиватимән. 5Чүнки мән силәр билән бир йәрдә болмисамму, қәлбим дайим силәр билән биллә. Силәрниң турмушуңларниң тәртиплик вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнчиңларниң мустәһкәм екәнлигини аңлап, хурсән болмақтимән.

Әйса Мәсиһтин кәлгән йеңи һаят

6Силәр Әйса Мәсиһни Рәббимиз, дәп қобул қилған екәнсиләр, Униңға әгишип яшаңлар. 7Униңға болған ишәнчиңлар чоңқур йилтиз тартқан дәрәққә вә пухта қурулған бенаға охшаш мустәһкәм болсун. Силәргә тапшурулған һәқиқәттә чиң туруңлар. Қәлбиңлар Худаға болған миннәтдарлиқ билән толсун. 8Еһтиятчан болуңлар, һеч ким силәрни қуруқ пәлсәпә вә асассиз гәпләр билән аздуруп кәтмисун. Булар Әйса Мәсиһниң тәлимидин әмәс, бәлки инсанларниң әнъәнилири вә бу дуниядики яман роһий күчләрниң* тәсирлиридин кәлгән. 9Худаниң барлиқ мукәммәл тәбиити бу дунияға инсан тенидә кәлгән Әйса Мәсиһтидур. 10Силәр роһий күчләр дуниясидики барлиқ һөкүмранлар вә һоқуқдарлардин үстүн турғучи Әйса Мәсиһкә мән­сүп болғанлиғиңлар үчүн Униң мукәммәллигидин толуқлинип турисиләр.

11Силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, җисманий җәһәттики хәтнини әмәс, бәлки у ата қилған роһий җәһәттики хәтни­ни қобул қилдиңлар. Бу силәрни гунакар тәбиитиңларниң илки­дин қутулдуридиған хәтнидур. 12Чөмүлдүрүшни қобул қилғиниң­ларда, силәр Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғиңлар үчүн, Униң өлүми биләнму бағлинип, Униң билән биллә көмүлдүңлар вә Униң билән биллә тирилдүрүлдүңлар. Бу Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүргән Худаниң күч-қудритигә болған ишәнчиңлар арқилиқ болди. 13Силәр бурун гуна ичидә яшиғанлиғиңлар вә гунакар тәбиитиңларниң илкидин қутулмиғанлиғиңлар үчүн, роһий җәһәттә өлүк едиңлар. Бирақ Худа силәрни Әйса Мәсиһкә бағлап, йеңи һаятқа ериштүрди вә пүтүн гуналириңларни кәчүрүм қилди. 14Әйса Мәсиһ чапрас яғачқа миқланғанда, Худа барлиқ гуналиримиз хатириләнгән, бизгә қарши болған һесап-китавини шу чапрас яғачқа миқлап, бекар қилди. 15Шундақ қилип, Худа роһий күчләр дуниясидики яман һөкүмранлар вә һоқуқдарларни қуралсизландуруп, Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғи арқилиқ улар үстидин ғалибә қилиш билән уларни пүткүл аләм алдида номуста қалдурди.

16Шуниң үчүн йемәк-ичмәк җәһәттә вә һейт-айәм, йеңи ай мәйрәмлири яки дәм елиш күнлирини өткүзүш яки өткүзмәслик җәһәттә һеч кимниң силәрни әйипләйдиған һоқуқи йоқ. 17Бундақ қаидә-йосунлар пәқәт Әйса Мәсиһ әмәлгә ашуридиған ишлардин дерәк беридиған көләңгидур. Бу ишлар Әйса Мәсиһ тәрипидин әмәлгә ашурулуп болди. 18Сахта кәмтарлиқ қилишқа вә периштәләргә ибадәт қилишқа берилгән кишиләрниң бундақ ишларда әйипләш­лиригә пәрва қилмаңлар. Улар сахта, ғайибанә аламәтләргә есилиши­велип, һәр хил хам хиялларда болуп, асассиз тәкәббурлуқ қилиду. 19Уларниң мәсиһийләр җамаитиниң беши болған Әйса Мәсиһ билән һеч қандақ мунасивити йоқ. Мәсиһийләр Әйса Мәсиһниң башқуруши вә пәрвишидә худди бәдәндики боғум вә пәйләр өз ара чиң туташ­қандәк, өз ара бирлишип, Худаниң ирадиси бойичә өсүп йетилиду.

20-21Силәр бу дунияға нисбәтән Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп, бу дуниядики яман роһий күчләрниң тәсирлиридин азат болған екәнсиләр, йәнә немә үчүн шуларниң «буни тутма», «әвуни йемә», «буниң­ға тәгмә» дегәндәк қаидә-йосунлириға йепишивалисиләр? 22Бу қаидә-йосунларниң һәммиси түгәйдиған нәрсиләр тоғрисида болуп, пәқәтла инсанларниң буйруқ вә тәлимлиридин пәйда болған. 23Рошән­ки, кишиләр өзлири иҗат қиливалған динлардики мундақ диндарлиқ, сахта кәмтарлиқ вә өз тенини азапқа салидиған қаидә-йосунлар дана­лиқ­тәк көрүнсиму, әмәлиятта гунакар тәбиитимиздики һәвәсләрни чәкләштә һеч қандақ пайдиси йоқтур.



*8. Яки «бу дуниядики артуқчә қаидә-йосунларниң».



 

3

Кона вә йеңи һаят

1Әйса Мәсиһ билән биллә тирилгән екәнсиләр, ундақта асман­дики ишларға интилиңлар. Әйса Мәсиһ асманда Худаниң оң тәрипидә олтириду. 2Силәр бу дуниядики ишларға әмәс, бәлки асмандики ишларға баш қатуруңлар. 3Чүнки силәр бу дунияға нисбәтән өлдүңлар. Һаятиңлар Әйса Мәсиһ билән Худаниң һозурида йошурундур. 4Һаятиңларниң мәнбәси болған Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, силәр Униң билән биллә шан-шәрәптә аян болисиләр.

5Шуниң үчүн өзәңлардики бу дунияға хас арзу-һәвәсләрни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, яман һәвәс вә ачкөз­лүк­­ләрни ташлаңлар. Ачкөзлүк бутпәрәсликтин пәриқләнмәйду. 6Худаниң ғәзиви мошундақ ишларни қилғучиларниң бешиға чүшиду. 7Бурун силәрму бундақ арзу-һәвәсләр ичидә яшап, яман турмуш кәчүргән едиңлар.

8Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәпли­ниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар. 9Шундақла бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Чүнки силәр кона тәбиитиңларни бурунқи қилмишиңлар билән биллә чөрүп ташлап, 10йеңи тәбиәткә егә болдуңлар. Силәр Яратқучи Худаниң обризи бойичә йеңилиниват­қиниңларда, Худани тонушуңлар чоңқурлишиду. 11Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи,* қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.

12Худа силәрни сөйүп, «Өзәмгә атиған хәлқим» дәп таллиған екән, рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар. 13Бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар. Әгәр араңларда бири силәрниң көңлүң­ларни ағритқан болса, уни кәчүрүңлар. Рәббимиз силәрни кәчүрги­нидәк, силәрму башқиларни кәчүрүңлар. 14Әң муһими, меһир-муһәббәтлик болуңлар. Чүнки меһир-муһәббәт бир-биримизни бағлап, мукәммәл инақлиққа башлайду. 15Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар. 16Әйса Мәсиһниң тәлимлири қәлбиңлардин толуқ орун алсун. Бир-бириңларға Худадин кәлгән барлиқ әқил-парасәт билән тәлим бериңлар вә несиһәт қилиңлар. Миннәтдарлиққа толған қәлбиңлар билән Худаға Зәбур мунаҗәтлири, мәдһийә нахшилири вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән ғәзәлләрни ейтиңлар. 17Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйса­ниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.

Йеңичә кишилик мунасивәтләр

18Әй аяллар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, шуниңға муна­сип һалда әрлириңларға бойсунуңлар. 19Әй әрләр, аяллириң­ларни сөйүңлар, уларға қаттиқ муамилә қилмаңлар. 20Әй балилар, һәр қандақ ишта ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки бу Рәбби­мизни хурсән қилиду. 21Әй атилар, пәрзәнтлириңларға болған муами­лидә уларниң нәпритини қозғап қоймаңлар. Ундақ қилсаңлар пәрзәндиң­лар чүшкүнлишип кетиду.

22Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға һәммә ишта бойсунуң­лар. Буни уларни хурсән қилиш үчүн пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм чин қәлбиңлар вә Рәббимизгә болған чоңқур һөрмитиңлар билән қилиңлар. 23Һәр қандақ иш қилғанда, җан-дил билән қилиңлар. Буни адәмләр үчүн әмәс, Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар. 24Есиңларда болсунки, Рәббимиз Өз хәлқигә беришкә вәдә қилған мирасни силәргә соға қилиду. Чүнки силәр һәқиқий ғоҗайиниңлар Рәббимиз Әйса Мәсиһкә хизмәт қиливати­силәр. 25Мәйли ким болушидин қәтъий нәзәр, яман иш қилса, қилған яман ишиға яриша Худаниң җазасиға тартилиду. Чүнки Худа һәммә инсанларға охшаш муамилә қилиду.



*11. Явайи — грекчә атилиши «скиф» болған, Қара деңиз билән Каспий деңиз отту­­ри­­сида яшиған бир хәлиқни көрситиду. Римлиқлар билән греклар ушбу хәлиқни наһайити мәдәнийәтсиз вә явайи дәп атиған.



 

4

1Әй ғоҗайинлар, қуллириңларға тоғра вә адил муамилә қилиңлар. Чүнки силәрниңму асманда ғоҗайиниңлар барлиғини унтуп қалмаңлар.

Несиһәтләр

2Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар. 3Биз үчүн йәнә шундақ дуа қилиңларки, Худа Өз хәвирини йәткүзүшимизгә йол ечип бәрсун. Шундақ болғанда, Әйса Мәсиһ һәққидики ашкарилиған сирни җакалалаймиз. Мән һазир дәл мошу Хуш Хәвәрни йәткүзүш сәвәвидин кишәнләндим. 4Мениң бу Хуш Хәвәрни қолумдин келишичә ениқ чүшәндүрүшүм үчүнму дуа қилиңлар.

5Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параси­тиң­ларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар. 6Уларға қилған гәп-сөзлириңлар һемишәм йеқимлиқ, уларниң диққитини тартидиған болсун. Шундақ болғанда, һәр бир адәмгә қандақ йол билән җавап беришни биливалалайсиләр.

Ахирқи салам

7Рәббимиз йолида мән билән биллә хизмәт қиливатқан садиқ хизмәт­кар, сөйүмлүк қериндишим Тикикус мән тоғрилиқ барлиқ ишларни силәргә сөзләп бериду. 8Уни әһвалимизни йәткүзүш вә силәр­ни илһамландуруш үчүн силәрниң алдиңларға әвәтимән. 9Садиқ, сөйүмлүк қериндишимиз һәм жутдишиңлар болған Онесимус­ниму униң билән биргә әвәтимән. Улар бу йәрдә болуватқан һәммә ишни силәргә сөзләп бериду.

10Мән билән биллә зинданда йетиватқан бурадирим Аристархус, шундақла Барнабаниң җийәни Маркустин силәргә салам. (Әгәр Маркус йениңларға берип қалса, уни тапилиғинимдәк күтүвелиң­лар.) 11Юстус дәп атилип кәлгән Исаму силәргә салам ейтти. Худа­ниң Падишалиғи үчүн ишләватқан хизмәтдашлирим ичидә йәһудийлардин болған мәсиһийләр пәқәт мошуларла болуп, улар маңа чоң тәсәлла беришти.

12Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә жутдишиңлар болған Епафира­дин силәргә салам. У силәрниң ишәнчтә пишип йетилишиңлар, Худа­ниң пүткүл ирадисигә болған ишәнчиңларда чиң турушуңлар үчүн, һемишәм җан-дили билән дуа қилмақта. 13Униң силәр үчүн һәм Лаодикия вә Һейраполис шәһиридики қериндашлар үчүн көп әҗир сиңдүрүп кәлгәнлиги тоғрисида силәргә гувалиқ беримән. 14Қәдирлик тевип Луқа вә Демасму силәргә салам ейтти.

15Лаодикиядики қериндашларға, болупму Нимфә ханимға вә униң өйидә җәм болидиған мәсиһийләр җамаитигә салам ейтқайсиләр. 16Бу хәт араңларда оқулуп болғандин кейин, Лаодикиядики мәсиһийләр җамаити ичидиму оқулсун. Силәр йәнә Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитигә язған хетимниму оқуңлар. 17Аркипусқа шуни ейтиңларки, Худа униңға тапшурған вәзипини чоқум ада қилсун.

18Мәнки Павлус бу ахирқи саламни өз қолум билән йезиватимән. Мениң пут-қоллиримниң кишәнлик екәнлигини унтумаңлар. Худа­ниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!