Ибранийларға йезилған хәт

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу хәттә муәллип өзи һәққидә һеч қандақ мәлумат бәрмигән. Бирақ хәттики хатириләрдин униң Тәврат қанунини яхши билидиған йәһудий һәм мәсиһийләр җамаити ичидә иззәт-һөрмәтлик екәнлигини биливалғили болиду.
Муәллип ушбу хәтни Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудийларниң арисидики бәзиләрниң Әйса Мәсиһкә болған ишәнчидин бошишип, йәһудий диний етиқадиға қайтиш алдида туруватқанлиғини көздә тутуп, уларни Әйса Мәсиһкә болған ишәнчидә ахирғичә чиң турушқа илһамландуруш үчүн язған.
Муәллип хетидә Әйса Мәсиһниң периштәләр, бурунқи пәйғәмбәрләр вә роһанийларниң һәммисидин үстүн екәнлигини көрситип бәргән. У Әйса Мәсиһниң Худа тәрипидин тайинланған мәңгүлүк Баш Роһаний екәнлигини һәм Баш Роһаний сүпити билән Өзини қурван қилиш арқилиқ инсанларниң гуналирини жуюп, уларни мәңгүгә қутқузидиған бир қетимлиқ қурванлиқ бәргәнлигини тәкитлигән. Муәллип йәнә Кона келишим бойичә қилинған қурванлиқларниң Әйса Мәсиһниң қурванлиғиниң көләңгиси болғачқа мәсиһий¬ләрниң гуналар үчүн давамлиқ қурванлиқ қилишниң һеч қандақ әһмийити қалмиғанлиғини тәкитләп, уларниң Йеңи келишимниң васити¬чиси болған Әйса Мәсиһкә ишиниш йолини ташлаш билән һәргизму қутқузу¬лал¬майдиғанлиғини агаһландурған. Муәллип ахирида уларға Худани хурсән қилидиған һаят кәчүрүш һәққидә йол-йоруқ бәргән.

Тезис:

1. Әйса Мәсиһниң периштәләрдин үстүнлүги (1-2-баплар)

2. Әйса Мәсиһниң Муса вә Йәшудин үстүнлүги (3-баптин 4-бап 13-айәткичә)

3. Әйса Мәсиһниң Баш Роһанийлиғиниң үстүнлүги (4-бап 14-айәттин 7-бапқичә)

4. Йеңи келишимниң үстүнлүги (8-9-баплар)

5. Әйса Мәсиһниң қурванлиғиниң үстүнлүги (10-бап)

6. Ишәнчниң муһимлиғи (11-12-баплар)

7. Худани хурсән қилиш (13-бап 1-19-айәтләр)

8. Тиләк вә ахирқи сөзләр (13-бап 20-25-айәтләр)