Мисирдин чиқиш

Қисқичә чүшәндүрүш

 «Мисирдин чиқишта» исраилларниң Мисирда қуллуқ һаләткә чүшүп қелиши, Муса пәйғәмбәрниң уларни қуллуқтин қутулдуруп, Худа әҗдади Ибраһимға беришкә вәдә қилған Қанан зиминиға башлап меңиш җәрияни тәсвирләнгән.
Бу җәриянда Муса пәйғәмбәр Худадин он пәриз вә нурғун қаидә-низамларни қобул қилған. Худаниң йәһудийларға буларни бериштики мәхсити, йәһудий җамаәтчилигини тәртипкә селиш вә уларға Худаға қандақ ибадәт қилишни көрситиш еди.

Тезис:

1. Исраилларниң Мисирда қул болуши (1-бап)

2. Муса пәйғәмбәрниң туғулушидин чақирилишиғичә (2-4-баплар)

3. Мисир падишасиниң җаһиллиғи вә мисирлиқларға кәлгән апәтләр (5-11-баплар)

4. «Өтүп кетиш» һейти вә Мисирдин чиқиш (12-баптин 15-бап 21-айәткичә)

5. Қизил деңиздин Синай теғиға сәпәр қилиш (15-бап 22-айәттин 18-бапқичә)

6. Қанунниң чүширилиши вә келишимниң түзүлүши (19-24-баплар)

7. Ибадәт чедириниң ясилиши вә ибадәт қаидилири (25-40-баплар)