«Юнус»


1

Юнус пәйғәмбәрниң Пәрвәрдигарниң һозуридин қечиши

1Бир күни Амитайниң оғли Юнусқа Пәрвәрдигардин сөз кәлди. 2Пәрвәрдигар мундақ деди:
— Сән Нинәви дегән бүйүк шәһәргә дәрһал берип, у шәһәрдикиләргә уларниң үстидин чиқарған һөкүмүмни җакала, чүнки уларниң қилған яманлиқлири Маңа йетип кәлди!
3Лекин Юнус өзини Пәрвәрдигарниң һозуридин қачуруш үчүн шу ан қариму-қарши тәрәпкә қарап маңди. У Җаффа шәһиригә берип, Испаниягә баридиған бир кемини тапти вә кеминиң йол һәққини төләп, кемигә чиқип, кемичиләр билән биллә Испаниягә бармақчи болди. У: «У йәргә қечип барсам, Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ болимән», дәп ойлиди.
4Бирақ Пәрвәрдигар деңизға күчлүк боран әвәткән еди, деңизда дәһшәтлик боран чиқип, кемини парчилавәткили тас қалди. 5Шуниң билән кемичиләр қаттиқ вәһимигә чүшүп, һәр қайси өз илаһлириға ялвурди. Кемә йениклисун дәп улар кемидики жүкләрни деңизға ташлашти. Юнус у вақитта кеминиң астинқи бөлүмидә йетип, қаттиқ уйқиға кәткән еди. 6Кемә башлиғи Юнусниң йениға келип, униңға:
— Сән немишкә ухлап ятисән? Тур, Илаһиңға ялвур! Бәлким Униң бизгә нәзәри чүшәр, шундақ болса һалак болмаймиз, — деди.
7Кемичиләр:
— Бизниң мошу балаю-апәткә дучар болушимизға ким сәвәплик екәнлигини көрүп бақайли, — дейишип чәк тартишқан еди, чәк Юнусқа чиқти. 8Улар униңдин:
— Ейтқина, бу балаю-апәтни ким кәлтүрүп чиқарди? Сән немә қилидиған адәмсән, қәйәрдин кәлдиң, қайси әл-милләттинсән? — дәп сорашти. 9Юнус уларға:
— Мән ибраниймән, деңиз вә қуруқлуқни яратқан асмандики Пәрвәрдигарға етиқат қилимән, — дәп җавап бәрди.
10Юнус йәнә уларға өзиниң Пәрвәрдигарниң һозуридин қечип жүргәнлигини ейтип бәргән еди, кемичиләр уни аңлап интайин қорқушуп кәтти вә:
— Бундақ қечип жүргиниң немиси! — деди.
11Боран-чапқун күчийип кәткәнликтин, улар униңдин:
— Биз саңа немә қилсақ деңиз долқуни биз үчүн тиничлиниду? — дәп сорашти. 12Юнус уларға:
— Мән шуни билимәнки, мениң сәвәвимдин силәр мошу дәһшәтлик боран-чапқунға учридиңлар. Мени көтирип деңизға ташлаңлар, деңиз долқуни силәр үчүн тиничлиниду, — дәп җавап бәрди.
13Кемичиләр әксичә палақни җениниң баричә уруп, кемини қирғаққа елип бармақчи болди, лекин алға илгириләлмиди. Чүнки боран-чапқун барғансири күчийип кәткән еди. 14Шуниң билән улар Пәрвәрдигарға:
— Әй Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимизки, бу адәмниң җениға замин болғанлиғимиздин бизни һалак қилмиғайсән. Бегуна адәмниң қенини төкүш гунайини бизниң үстимизгә жүклимигәйсән. Әй Пәрвәрдигар, буларниң һәммисини Өз ирадәң бойичә қилғансән, — дәп ялвурди.
15Андин кейин улар Юнусни көтирип долқунлап турған деңизға ташлиған еди, боран шу ан бесилди. 16Кемичиләр бу вақиәни көргәчкә, Пәрвәрдигардин қаттиқ қорқушуп, Униңға қурванлиқ қилишти вә қәсәмләр беришти.
17Пәрвәрдигар йоған бир белиқни Юнусни жутувелишқа әвәткән еди. Юнус белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз болди.


2

Юнус пәйғәмбәрниң дуаси


1Юнус белиқниң қосиғида өз Худаси болған Пәрвәрдигарға мундақ дуа қилди:

2Қийин-қистақта қалғинимда, Пәрвәрдигарға налә қилдим,

У маңа қулақ салди.

Өлүкләр дияриниң чоңқур йеридин пәрият чәктим,

Сән мениң наләмгә қулақ салдиң.

3Сән мени чоңқур деңизниң тегигә ташлидиң,

Күчлүк сулар мени қоршавалди,

Долқунлириң, өркәшлириң үстүмдин бесип өтти.

4Мундақ дедим шу пәйттә:

Мән Сениң нәзәриңдин ташлинип кәттим,

Лекин йәнә муқәддәс ибадәтханаңни көримән.

5Сулар мени җенимни алғудәк қоршавалди,

Өркәшләр оравалди,

Деңиздики от-чөпләр бешимни чирмавалди.

6Деңиздики тағларниң һуллириға чөкүп кәттим,

Чиқиш йоллири мәңгүгә етилгән җайға.

Лекин, әй Пәрвәрдигар, Худайим,

Җенимни өлүкләр дияридин Өзәң қутқузувалдиң.

7Җеним чиқип кетәй дегәндә,

Әй Пәрвәрдигар, Сени яд әттим.

Дуайим Саңа йәтти,

Сениң муқәддәс ибадәтханаңға.

8Әрзимәс бутларға ибадәт қилидиғанлар

Пәрвәрдигарниң меһир-муһәббитини тәрк етәр.

9Лекин мән болсам Саңа сунармән,

Шүкүрләр билән қурванлиқлар.

Қилған қәсәмлиримгә вапа қилармән,

Чүнки қутқузулуш Пәрвәрдигардинла келәр.



10Шуниң билән Пәрвәрдигар һелиқи белиққа буйруқ қилған еди, белиқ Юнусни қуруқлуққа қусуп чиқарди.


3

Юнус пәйғәмбәрниң Худаға бойсунуши

1Пәрвәрдигардин Юнусқа иккинчи қетим сөз кәлди. 2Пәрвәрдигар униңға:

— Сән Нинәви дегән бүйүк шәһәргә дәрһал берип, у шәһәрдикиләргә Мән саңа тапшуридиған сөзләрни җакала, — деди.

3Юнус шу ан Пәрвәрдигарниң сөзигә бенаән, Нинәвигә барди. Нинәви алаһидә чоң бир шәһәр болуп, уни арилап чиқишқа үч күн кетәтти. 4Юнус шәһәргә кирип бир күнлүк йолни маңғандин кейин:

— Қириқ күндин кейин Нинәви шәһири харап қилиниду! — дәп җакалиди.

5Буниң билән нинәвиликләр Худаға ишинип, роза тутушни қарар қилди. Пүтүн шәһәр хәлқи мәртивиси жуқури-төвән болсун, һәммиси матиға йөгинип, товва қилғанлиғини билдүрүшти. 6Бу хәвәр Нинәви падишасиға йәткәндә, у тәхтидин чүшүп, тонини селиветип, матиға йөгинип, күлдә милинип олтарди.

7Падиша өзи вә әмәлдарлириниң намида нинәвиликләргә мундақ әмир чүшәрди: «Мәйли адәм, мәйли һайван, мәйли кала, мәйли қой болсун, һәммиси һеч немә тетимисун, улар һеч немә йемисун, суму ичмисун. 8Пүткүл адәм вә һайванлар матиға йөгәнсун. Һәр бир адәм Худаға қаттиқ ялвурсун һәм яман йолидин янсун, зораванлиқтин қол үзсун. 9Ким билиду, Худа шуниң билән нийитидин, қәһир-ғәзивидин йенип, бизни һалак қилмай қоямду техи!»

10Худа уларниң әмәллирини, йәни яман йоллиридин янғанлиғини көргәндә, илгири Өзи җакалиған уларниң үстигә чүшәрмәкчи болған балаю-апәтләрни уларға чүшәрмиди.


4

Юнус пәйғәмбәрниң Худаниң көрсәткән меһир-шәпқитигә аччиқлиниши

1Юнус бу иштин толиму нарази болуп, наһайити аччиқланди. 2Шуңа у Пәрвәрдигарға мундақ деди:

— Әй Пәрвәрдигар, өз жутумда турғинимда Сениң шундақ қилидиғанлиғиңни өз-өзәмгә ейтмиғанмидим? Мән Сениң интайин меһриван вә рәһимдил Худа екәнлигиңни биләттим. Сән асанлиқчә ғәзәпләнмәйсән, меһир-муһәббәткә толғансән. Балаю-апәт кәлтүрүштин йенивалидиғанлиғиңни биләттим. Шуңа Испаниягә қачмиғанмидим? 3Әнди, әй Пәрвәрдигар, җенимни алғин! Тирик яшиғинимдин өлгиним яхши!

4Пәрвәрдигар униңға җававән:

— Аччиқлинишиң тоғриму? — деди.

5Шуниң билән Юнус шәһәрниң сиртиға чиқип, шәһәрниң шәриқ тәрипидә олтарди. У бир кәпә ясап, униң сайисида олтирип, Нинәви шәһиридә немә вақиә йүз беридиғанлиғини күтти. 6Пәрвәрдигар Худа Юнусни көңүл беарамлиғидин қутулдуруш үчүн бир қапақ пәлигини үндүрүп, Юнусниң бешиға сайә болсун дәп, униң үсти тәрипигә йейилдурди. Юнус болса қапақ пәлиги үчүн интайин хуш болди. 7Лекин әтиси әтигәндә Худа Өзи бир қурутни әвәтти. Бу қурут келип, қапақ пәлигини йәп, уни кесип қурутувәтти. 8Күн чиққанда, Худа күн чиқиш тәрәптин иссиқ шамал чиқарған еди, қизиқ аптап Юнусниң бешиға чүшүп, уни һалидин кәткүзди. Шуңа у өлүмни тиләп: «Тирик яшиғинимдин өлгиним яхши!» деди.

9Лекин Худа униңдин:

— Сениң бу қапақ пәлиги үчүн аччиқлинишиң тоғриму? — дәп сориди.

— Һә-ә, аччиғимда өлгүдәк болуп қалдим! — дәп җавап бәрди Юнус.

10Пәрвәрдигар униңға:

— Сән өзәң йә өстүрмәй, йә униңға әмгәк сиңдүрмәй, бир кечидә өсүп, иккинчи кечиси йоқ болуп кәткән бир түп қапақ пәлигигә шунчә ичиң ағриған йәрдә, 11Mән ақ-қарини пәриқләндүрәлмәйдиған бир йүз жигирмә миң адими вә нурғун һайванлири бар Нинәвидәк чоң шәһәргә ич ағритмай тураламдим? — деди.