Юһанна язған иккинчи хәт


1Худа тәрипидин талланған ханимға* вә униң пәрзәнтлиригә мәнки мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчисидин салам! Мән чин көңлүмдин силәрни сөйимән. Силәрни ялғуз мәнла әмәс, Худаниң һәқиқитини тонуп йәткәнләрниң һәммиси силәрни сөйиду. 2Чүнки бу һәқиқәт қәлбимиздә яшимақта вә мәңгү бизгә яр болиду. 3Асмандики Атимиз вә Униң Оғли Әйса Мәсиһ һәқиқәт вә меһир-муһәббәт ичидә яшай­диған бизләргә меһир-шәпқәт, рәһимдиллик вә аманлиқ ата қилғай!

Һәқиқәт вә меһир-муһәббәт

4Пәрзәнтлириңиздин бәзилириниң асмандики Атимиздин алған әмир бойичә һәқиқәт йолида маңғанлиғини көрүп, интайин хурсән болдум. 5Һөрмәтлик ханим, әнди мән сиздин шуни өтүнимәнки, биз һәммимиз бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк. Мән сизгә йезиватқанлирим йеңи бир әмир әмәс, бәлки биз бурундин тартип қобул қилип келиватқан әмирдур. 6Меһир-муһәббәт Худаниң әмирлиригә әмәл қилип яшаш демәктур. Худаниң әмри болса, силәр бурундин тартип аңлап келиватқандәк меһир-муһәббәт йолида меңиштур.

7Нурғун сахта тәлим бәргүчиләр дунияниң һәммә җайлирида пәйда болди. Улар Әйса Мәсиһниң дунияға инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилмайду. Бундақлар дәл алдамчи вә Әйса Мәсиһниң дүшми­нидур. 8Худа йолида сиңдүргән әҗриңларни йоқитип қоймай, Худа­ниң толуқ мукапитиға егә болушуңлар үчүн өзәңларға агаһ болуңлар. 9Әйса Мәсиһниң тәлимлиридә чиң турмай, униңдин чәтнигәнләр Худа Атиға бағланмиған болиду. Әйса Мәсиһниң тәлимлиридә чиң турғанлар болса асмандики Атимиз вә Униң Оғлиға бағлинип яшава­тиду. 10Әгәр бирәр киши силәрниң җамаитиңларға Әйса Мәсиһниң тәлимлирини әмәс, бәлки башқичә тәлим елип кәлгән болса, уни өйүңларға тәклип қилмаңлар һәм уни қарши алмаңлар. 11Чүнки ундақ адәмни қарши алған киши униң яман ишлириға шерик болғучидур.

Ахирқи сөз

12Силәргә дәйдиған йәнә көп сөзлирим бар еди, лекин қәғәз билән сияни ишләткәндин көрә, хошаллиғимизниң толуп тешиши үчүн йениңларға берип дидар көрүшүп сөзлишишни әвзәл көрдүм. 13Худа тәрипидин талланған һәдиңизниң пәрзәнтлиридин* сизгә салам!



*1. Ханим — бир җәһәттин һәқиқий бир аял ханимни көрситиши, йәнә бир җәһәттин бир мәсиһийләр җамаитини көрситиши мүмкин.

*13. Һәдиңизниң пәрзәнтлири — Юһанна турған җайдики мәсиһийләр җамаитини көрситиши мүмкин.