Юһанна язған биринчи хәт 1 Әйса Мәсиһ — һаятлиқ Сөзидур 1Биз бу хетимиздә силәргә әзәлдин бар болған һаятлиқ Сөзи тоғрисида баян қилмақчимиз. Биз бу һаятлиқ Сөзини өз қулиғимиз билән аңлиған, өз көзүмиз билән көргән, күзәткән һәм Уни өз қоллиримиз билән тутқан. 2Бу һаятлиқ бизгә аян болди. Биз Уни көрдуқ. Шуңа бу һәқтә гувалиқ беримиз һәм әслидә асмандики Атимиз билән биллә болуп, кейин бизгә аян болған бу мәңгүлүк һаятни силәргә баян қилимиз. 3Силәрниңму биз билән қериндаш болушуңлар үчүн көргән вә аңлиғанлиримизни силәргә йәткүзүватимиз. Биз бундақ қериндашлиқтин биллә һөзүрлинәләймиз. Чүнки биз һәммимиз бирликтә Атимиз вә Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағландуқ. 4Һәммимизниң хошаллиғи толуп ташсун, дәп буларни силәргә йезиватимиз. Худаниң йоруқлуғида пак яшишимиз керәк 5Биз Әйса Мәсиһтин аңлиған һәм силәргә йәткүзмәкчи болған хәвәр дәл шуниңдин ибарәтки, Худа йоруқлуқтур, Униңда һеч қандақ қараңғулуқ болмайду. 6Әгәр өзимизни Худаға йеқин дәп туруп, йәнила гуна өткүзүп, қараңғулуқта меңивәрсәк, ялған ейтқан вә һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз. 7Шуңа Худа йоруқлуқта болғинидәк, бизму йоруқлуқта болсақ, бир-биримизгә йеқин болимиз һәм Худа Оғли Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени бизни барлиқ гунадин пак қилиду. 8Гунайимиз йоқ десәк, өз-өзимизни алдиған болимиз вә һәқиқәт қәлбимиздин орун алмиған болиду. 9Гуналиримизни иқрар қилсақ, ишәнчлик вә адил Худа гуналиримизни кәчүрүм қилип, бизни барлиқ гуналиримиздин пак қилиду. 10Гуна қилмидуқ десәк, Худани ялғанчи қилип қойған болимиз вә Униң сөзи қәлбимиздин орун алмиған болиду. 2 Әйса Мәсиһ — Ақлиғучимиздур 1Әзиз балилирим, мән силәрни гуна қилмисун, дәп бу сөзләрни язмақтимән. Мабада биримиз гуна қилсақ, Ақлиғучимиз болған адил Әйса Мәсиһ асмандики Атимизниң алдида бизни ақлайду. 2Әйса Мәсиһ гуналиримизниң кәчүрүм қилиниши үчүн қилинған қурванлиқтур. Униң Өз җенини қурван қилиши, пәқәт бизниң гуналиримиз үчүнла әмәс, бәлки пүткүл дуниядики инсанларниң гуналири үчүндур. 3Худаниң әмирлиригә әмәл қилсақ, у чағда Худани тонуғанлиғимизни биләләймиз. 4«Худани тонуймән» дәп туруп, Униң әмирлиригә әмәл қилмиған киши ялғанчидур, униңда һәқиқәт йоқтур. 5Лекин Худаниң сөзигә әмәл қилсақ, Худаға болған меһир-муһәббитимизни* һәқиқәтән мукәммәл ипадилигән болимиз. Өзимизниң Худаға бағлинип яшаватқанлиғимизни әйнә шуниңдин биләләймиз. 6«Худаға бағлинип яшаймән» дегән киши Әйса Мәсиһкә охшаш яшиши керәк. Қериндашларға меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк 7Қәдирлик қериндашлар, силәргә бурун аңлап бақмиған йеңи бир әмирни әмәс, бәлки бурундин тартип силәр қобул қилип келиватқан кона әмирни язмақтимән. Бу әмир Худаниң силәр бурундинла аңлап келиватқан сөзидур. 8Лекин бу әмирни йеңи әмир десәкму болиду, чүнки униң һәқиқәт екәнлиги Әйса Мәсиһниң һаятида вә силәрниң һаятиңларда намайән болди. Қараңғулуқ ахирлашмақта, һәқиқий йоруқлуқ болса, өз нурини чечишқа башлимақта. 9Кимду-ким өзини «йоруқлуқта яшаватимән» дәп туруп, қериндишиға өчмәнлик қилса, у йәнила қараңғулуқта туруватқан болиду. 10Қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәткән киши йоруқлуқта яшайду, униңда гунаға башлайдиған һеч немә қалмайду. 11Лекин қериндишиға өчмәнлик қилған киши қараңғулуқтидур. У қараңғулуқта маңиду вә қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду, чүнки қараңғулуқ униң көзлирини кор қиливәткән. 12Әзиз балилирим, мән бу хетимни силәргә йезиватимән, Чүнки гуналириңлар Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүрүм қилинди. 13Атилар, буни силәргә йезиватимән, Чүнки силәр әзәлдин Бар Болғучини тонудуңлар. Жигитләр, буни силәргә йезиватимән, Чүнки силәр шәйтан үстидин ғалибә қилдиңлар. 14Әзиз балилирим, буни силәргә йезиватимән, Чүнки силәр асмандики Атимизни тонудуңлар. Атилар, буни силәргә йезиватимән, Чүнки силәр әзәлдин Бар Болғучини тонудуңлар. Жигитләр, буни силәргә йезиватимән, Чүнки ишәнчиңлар күчлүк, Худаниң сөзи қәлбиңларда яшайду, Шәйтан үстидинму ғалибә қилдиңлар. 15Бу дунияни вә бу дуниядики ишларни сөймәңлар. Бу дунияни сөйсәңлар асмандики Атимизни сөймигән болисиләр. 16Чүнки бу дуниядики ишлар, йәни җисманий һәвәс, ачкөзлүк вә мәғрурлуққа охшашларниң һәммиси бу дунияға мәнсүп болуп, улар һәргизму асмандики Атимиздин кәлгән әмәс. 17Бу дуния вә униңдики һәвәсләрниң һәммиси өтүп кетиду, лекин Худаниң ирадисигә әмәл қилған киши мәңгү яшайду. Әйса Мәсиһниң дүшмини 18Әзиз балилирим, заман ахири болуп қалди. Силәр Әйса Мәсиһниң дүшмининиң ахир заманда келидиғанлиғини аңлиған. Әмәлиятта һазирниң өзидила нурғунлири мәйданға чиқти. Буниңдин заман ахири болуп қалғанлиғи бизгә мәлум. 19Улар аримиздин чиқти, лекин улар бизниң кишилиримиздин әмәс. Чүнки бизниң кишилиримиздин болған болса, биздин айрилмиған болатти. Уларниң айрилип кетиши һеч қайсисиниң расттинла бизниң кишилиримиздин әмәслигини көрситип бәрди. 20Силәр болсаңлар, Әйса Мәсиһтин Муқәддәс Роһни қобул қилдиңлар, шуниң үчүн һәммиңлар һәқиқәтни билисиләр. 21Силәргә бу хәтни йезишимдики сәвәп, силәрниң һәқиқәтни билмигәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки һәқиқәтни билип, ялғанчилиқниң һәқиқәттин келип чиқмайдиғанлиғини чүшәнгәнлигиңлар үчүндур. 22Әмсә, ким һәддидин ашқан ялғанчи? Һәзрити Әйсани рәт қилип, Уни «Мәсиһ, йәни Қутқазғучи әмәс», дәп қариған адәм һәддидин ашқан ялғанчидур! Асмандики Атимизни вә Униң Оғли Әйса Мәсиһни рәт қилған киши Әйса Мәсиһниң дүшминидур. 23Худа Өз Оғлини рәт қилғанларниң Атиси болмайду, әксичә Уни етирап қилғанларниң Атиси болиду. 24Бурундин аңлап келиватқан тәлимни давамлиқ қәлбиңларда сақлаңлар. Шундақ қилсаңлар, силәрму давамлиқ асмандики Атимиз вә Униң Оғлиға бағлинип яшаватқан болисиләр. 25Әйса Мәсиһниң бизгә қилған вәдиси бизни мәңгү һаятлиққа ериштүрүштур. 26Силәрни аздурмақчи болғанларни көздә тутуп, буларни силәргә яздим. 27Силәргә кәлсәк, Әйса Мәсиһ силәргә ата қилған Муқәддәс Роһ қәлбиңларда болғачқа, силәр башқиларниң йеңи тәлимигә муһтаҗ әмәссиләр. Муқәддәс Роһ силәргә һәммә һәқиқәтни үгитиду. Чүнки У һәқтур, ялған әмәстур. Шуңа мошу һәқиқәт бойичә давамлиқ Әйса Мәсиһкә бағлинип яшаңлар. 28Демәк, әзиз балилирим, давамлиқ Әйса Мәсиһкә бағлинип яшаңлар. Шундақ қилсаңлар, У қайтип кәлгәндә жүригимиз тоқ туриду һәм Униң алдида хиҗаләтчиликтә қалмаймиз. 29Худаниң адил екәнлигини билгән екәнсиләр, адиллиққа әмәл қилғучиларниң Униң пәрзәнтлири екәнлигиниму биләләйсиләр.
3 Биз Худаниң пәрзәнтлири 1Қараңлар, асмандики Атимиз бизгә нәқәдәр меһир-муһәббәт көрсәткән һә! Униң меһир-муһәббити шунчилик чоңқурки, У бизни «пәрзәнтлирим» дәп атиди. Һәқиқәтәнму биз Худаниң пәрзәнтлиримиз. Бирақ Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр асмандики Атимизни тонумиғанлиқтин, бизниң Худаниң пәрзәнтлири екәнлигимизниму тонуп йетәлмәйду. 2Қәдирлик қериндашлар, биз һазир Худаниң пәрзәнтлиримиз, лекин кәлгүсидә қандақ болидиғанлиғимиз техи бизгә очуқ аян қилинмиған. Бирақ Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, Униңға охшаш болидиғанлиғимизни билимиз. Чүнки шу чағда У қандақ болса, биз Уни шу пети көримиз. 3Әйса Мәсиһкә бу үмүтни бағлиған һәр қандақ киши өзини пак тутиду, чүнки Әйса Мәсиһ пактур. 4Гуна қилған киши Худаниң қануниға хилаплиқ қилған болиду, чүнки гуна қилғанлиқ Худаниң қануниға хилаплиқ қилғанлиқтур. 5Һалбуки, силәр Әйса Мәсиһниң инсанларни гунайидин азат қилиш үчүн дунияға кәлгәнлигини вә Униң гунасиз екәнлигини билисиләр. 6Шуңа Әйса Мәсиһкә бағлинип яшаватқан киши гуна қиливәрмәйду. Гуна қиливеридиған киши Әйса Мәсиһни чүшәнмигән вә Уни тонуп йәтмигән болиду. 7Әзиз балилирим, кишиләр силәрни алдап кәтмисун. Һәққанийлиққа әмәл қилған киши Әйса Мәсиһ һәққаний болғинидәк һәққанийдур. 8Лекин гуна қиливеридиған киши шәйтанға мәнсүптур, чүнки шәйтан әзәлдин тартип гуна қилип кәлмәктә. Худа Оғли Әйса Мәсиһниң дунияға келиштики мәхсити шәйтанниң ишлирини йоқ қилиштур. 9Худаниң пәрзәнди болған киши гуна қиливәрмәйду. Униңда Худаниң тәбиити моҗут болғачқа, гуна қиливәрмәйду. 10Һәққаний йолни тутмайдиған яки қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмәйдиған киши Худаниң пәрзәнди әмәстур. Худаниң пәрзәнтлири билән шәйтанниң пәрзәнтлири мана мошуниң билән пәриқлиниду. Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли 11Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли! Мана бу силәр бурундин аңлап келиватқан тәлим. 12Шәйтанға мәнсүп болуп, инисини өлтүргән Қабилға охшаш болмаңлар! Қабил немишкә инисиға өчмәнлик қилип, уни өлтүрди? У өзиниң қилғанлири наһәқ, инисиниң қилғанлири һәқ болғанлиғи үчүн шундақ қилди. 13Шуңа, қериндашлар, Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр силәргә өчмәнлик қилса, буниңға һәйран қалмаңлар. 14Биз қериндашларға меһир-муһәббәт көрсәткәнлигимиздин, өлүмдин мәңгүлүк һаятқа өткәнлигимизни билимиз. Меһир-муһәббәтлик болмиған киши өлүмниң илкидә қалиду. 15Қериндишиға өчмәнлик қилған киши Худаниң нәзәридә қатилдур. Һеч қандақ бир қатилниң мәңгүлүк һаятқа егә болалмайдиғанлиғини билисиләр. 16Меһир-муһәббәтниң немә екәнлигини Әйса Мәсиһниң биз үчүн Өз җенини пида қилғанлиғидин биләләймиз. Шуңа бизму қериндашлиримиз үчүн өз җенимизни пида қилишқа тәйяр турушимиз керәк. 17Әгәр мал-дунияси бар болған киши қериндишиниң еһтияҗини көрүп туруп, униңға ярдәм қилмиса, бундақ кишидә нәдинму Худаниң меһир-муһәббити болсун? 18Әзиз балилирим, қуруқ сөз билән әмәс, бәлки әмәлият вә һәқиқәт билән башқиларға меһир-муһәббәт көрситәйли. Худа алдида жүригимиз тоқ болсун 19Биз қериндашлиримизға меһир-муһәббәт көрсәткәнлигимиздин өзимизниң һәқиқәткә мәнсүп екәнлигимизни биләләймиз вә Худаниң алдида өзимизни хатирҗәм қилалаймиз. 20Шундақтиму, бәзидә вижданимиз йәнила азапланса, шуни билишимиз керәкки, Худа вижданимиздин улуқ вә һәммини билгүчидур. 21Қәдирлик қериндашлар, әгәр вижданимиз азапланмиса, жүригимиз тоқ һалда Худаниң алдиға баралаймиз. 22Шундақла Худаниң әмирлиригә әмәл қилип, Уни хурсән қилидиған ишларни қилғанлиғимиздин, Униңдин тилигәнлиримизгә еришәләймиз. 23Худаниң әмри шуки, Униң Оғли Әйса Мәсиһкә ишинишимиз һәм Әйса Мәсиһниң бизгә буйруғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур. 24Худаниң әмирлиригә әмәл қилған киши Худаға бағлинип яшиған вә Худа униң қәлбидә яшиған болиду. Худаниң қәлбимиздә яшайдиғанлиғини Униң бизгә ата қилған Муқәддәс Роһидин билимиз. 4 Сахта пәйғәмбәрләрдин һәзәр әйләңлар 1Қәдирлик қериндашлар, «Муқәддәс Роһ арқилиқ пәйғәмбәрлик сөз йәткүздүм», дәйдиғанларниң һәммисигила ишәнмәңлар. Уларниң роһиниң Худадин кәлгән-кәлмигәнлигини пәриқләндүрүш үчүн уларни синаңлар, чүнки нурғун сахта пәйғәмбәрләр дунияниң һәммә җайлирида пәйда болди. 2Бир кишидә Худаниң Роһиниң бар яки йоқлиғини мундақ пәриқләндүрүшкә болиду: Әйса Мәсиһниң дунияға инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилған кишидә Худаниң Роһи бар болиду. 3Бирақ буни етирап қилмиған кишидә* Худаниң Роһи йоқ болиду. Бундақларда Әйса Мәсиһниң дүшмининиң роһи бардур. Бу роһниң келидиғанлиғи тоғрилиқ аңлиған едиңлар. Дәрвәқә, у һазирму дунияда моҗуттур. 4Әзиз балилирим, силәр болсаңлар Худаға мәнсүп, силәр сахта пәйғәмбәрләр үстидин ғалибә қилдиңлар, чүнки силәрдики Муқәддәс Роһниң күч-қудрити бу дуниядики шәйтанниң күчидин улуқтур. 5Сахта пәйғәмбәрләр бу дунияға мәнсүп, шуңа улар бу дунияниң сөзлирини қилиду, Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләрму уларниң сөзлирини аңлайду. 6Биз болсақ, Худаға мәнсүп, шуңа Худани тонуған киши бизниң сөзлиримизни аңлайду. Худаға мәнсүп болмиған киши болса, бизниң сөзлиримизни аңлимайду. Мана буниңдин бир кишидә һәқиқәткә йетәкләйдиған Роһниң яки ялғанчилиққа аздуридиған роһниң барлиғини билгили болиду. Худа Өзи меһир-муһәббәттур 7Қәдирлик қериндашлар, бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли, чүнки меһир-муһәббәтниң өзи Худадин келиду. Меһир-муһәббәт көрсәткән киши Худаниң пәрзәнди болған болиду вә Худани тонуйду. 8Меһир-муһәббәт көрсәтмигән киши Худани тонумиған болиду, чүнки Худа Өзи меһир-муһәббәттур. 9Худа бизни мәңгүлүк һаятқа ериштүрүш үчүн Өзиниң бирдин-бир ялғуз Оғлини бу дунияға әвәтти вә буниң билән бизгә болған меһир-муһәббитини көрсәтти. 10Һәқиқий меһир-муһәббәт бизниң Худаға көрсәткән меһир-муһәббитимиз әмәс, бәлки Худаниң бизгә көрсәткән меһир-муһәббитидур. Чүнки У бизниң гуналиримизниң кәчүрүм қилиниши үчүн Өз Оғлини қурван болушқа әвәтти. 11Қәдирлик қериндашлар, Худа бизгә шу қәдәр меһир-муһәббәт көрсәткән йәрдә, бизму бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк. 12Һеч ким һеч қачан Худани көргән әмәс, лекин бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрсәтсәк, Худа қәлбимиздә яшайду вә Униң меһир-муһәббити һаятимизда мукәммәл ипадиләнгән болиду. 13Худаға бағлинип яшаватқанлиғимизни вә Худаниң бизниң қәлбимиздә яшаватқанлиғини Униң Өз Роһини бизгә ата қилғанлиғидин билимиз. 14Асмандики Атимиз Өз Оғли Әйса Мәсиһни бу дуниядики инсанларниң Қутқазғучиси болушқа әвәтти. Буни биз көрдуқ һәм буниңға гувалиқ беримиз. 15Әгәр кимду-ким Әйса Мәсиһниң Худа Оғли екәнлигини очуқ етирап қилса, Худа униңда, уму Худада яшайду. 16Буниң билән Худаниң бизгә болған меһир-муһәббитини тонуп йетимиз вә буниңдин гуманланмаймиз. Худа Өзи меһир-муһәббәттур, шуңа меһир-муһәббәт ичидә яшиған киши Худада яшайду, Худаму униңда яшайду. 17Мошундақ болғанда, меһир-муһәббәт биздә мукәммәллишиду. Қиямәт күни Худаниң алдида жүригимиз тоқ болиду. Чүнки Әйса Мәсиһ Худаниң меһир-муһәббитидин һөзүрлиниватқандәк, һазир бизму бу дунияда шу меһир-муһәббәттин һөзүрлиниватимиз. 18Меһир-муһәббәттә қорқунуч болмайду. Меһир-муһәббәт мукәммәл болса, қорқунучни йоққа чиқириду. Чүнки қорқунуч Худаниң җазаси билән бағлинишлиқ болуп, қорқунуч бар кишидә меһир-муһәббәт мукәммәл әмәстур. 19Бизниң қәлбимиз меһир-муһәббәтлик, чүнки Худа алди билән бизгә меһир-муһәббәтлик болди. 20Әгәр бири «Худани сөйимән», дәп туруп, қериндишиға өчмәнлик қилса, у ялғанчидур. Чүнки көзигә көрүнүп турған қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмигән киши көрүп бақмиған Худани қандақму сөйсун? 21Шуңа Худа бизгә: «Худани сөйгән киши қериндишиниму сөйсун», дәп әмир қилған.
5 Ишәнчимиз арқилиқ шәйтан үстидин ғалибә қилимиз 1Әйсаниң Мәсиһ, йәни Қутқазғучи екәнлигигә ишәнгән киши Худаниң пәрзәнди болған болиду. Атисини сөйидиған киши Униң пәрзәнтлириниму сөйиду. 2Биз өзимизниң Худаниң пәрзәнтлирини сөйидиғанлиғимизни қандақ билимиз? Худани сөйүп, Униң әмирлиригә әмәл қилишимиз арқилиқ билимиз. 3Худани сөйүш —Униң әмирлиригә әмәл қилиш демәктур. Униң әмирлириму еғир әмәс, 4чүнки Худаниң пәрзәнди болғанларниң һәммиси Әйса Мәсиһкә болған ишәнчи арқилиқ бу дуниядики яманлиқ үстидин ғалибә қилиду. 5Бу дуниядики яманлиқ үстидин ғалибә қилғучилар зади кимләр? Улар пәқәт Әйса Мәсиһни Худа Оғли дәп, Униңға ишәнгүчиләрдур. Әйса Мәсиһкә берилгән гувалиқ 6Әйса Мәсиһ дунияға кәлгәндә суда чөмүлдүрүш рәсмийитиниму, чапрас яғачқа миқлинип қан төкүшниму бешидин өткүзди. У кәлгәндә, пәқәт суда чөмүлдүрүш рәсмийитидин өтүпла қалмастин, бәлки Өз қенини төкүп қурванлиқниму бәрди. Муқәддәс Роһниң Өзиму буниңға гувалиқ бериду. Чүнки Худаниң Роһи һәқиқәттур.* 7Әйса Мәсиһ тоғрилиқ үч гувалиқ бар. 8Булар: Муқәддәс Роһ, чөмүлдүрүш сүйи вә Әйса Мәсиһниң төккән қенидин ибарәт. Бу үчиниң гувалиғи бирдәктур. 9Биз инсанларниң гувалиғини ишәнчлик дәп қариған йәрдә, Худаниң гувалиғи техиму ишәнчликтур. Худа Өз Оғли Әйса Мәсиһ тоғрисида шундақ гувалиқ бәргән. 10Худа Оғлиға ишәнгән киши Худаниң гувалиғини һәқ дәп билиду. Бирақ Худаниң гувалиғиға ишәнмигән киши Худани ялғанчи дәп қариған болиду. Чүнки у Худаниң Өз Оғли тоғрилиқ бәргән гувалиғиға ишәнмигән болиду. 11Бу гувалиқ шуки, Худа бизгә мәңгүлүк һаятни ата қилди вә бу һаятлиқ бизгә Униң Оғли арқилиқ кәлди. 12Шуңа Худа Оғлини қобул қилған киши һаятлиққа егә болған болиду, бирақ Худа Оғлини қобул қилмиған киши һаятлиққа егә болмиған болиду. Мәңгүлүк һаят 13Мән буларни Худа Оғлиға ишәнгән силәргә мәңгүлүк һаятқа егә болғанлиғини билсун, дәп яздим. 14Худаниң алдида жүригимиз шундақ тоқки, Худаниң ирадисигә уйғун немини тилисәк, У дуа-тилавитимизни чоқум аңлайду. 15Униң аңлайдиғанлиғини билгән екәнмиз, немини тилисәк, шуни беридиғанлиғиниму билимиз. 16Бири қериндишиниң мәңгүлүк өлүмгә елип бармиғидәк гуна қилғанлиғини көрсә, униң үчүн дуа қилсун. Буниң билән Худа униң бу қериндишиға һаятлиқ ата қилиду. Бу өлүмгә елип бармиғидәк гуна өткүзгәнләргә қарита ейтилған, лекин мәңгүлүк өлүмгә елип барғидәк гунаму бар. Мән силәрни бундақ гуна қилғанлар үчүн дуа қилиңлар демәймән. 17Һәммә адаләтсизлик гунадур, лекин мәңгүлүк өлүмгә елип бармайдиған гунаму бар. 18Худаниң пәрзәнди болған кишиниң гуна қиливәрмәйдиғанлиғини билимиз, чүнки Худа Оғли Әйса Мәсиһ бундақ кишини қоғдап қалиду, шуңа шәйтанму униңға тегәлмәйду. 19Бизгә мәлумки, биз Худаға мәнсүпмиз. Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр болса, шәйтанниң башқурушидидур. 20Йәнә бизгә мәлумки, Худа Оғли дунияға кәлди вә һәқиқий Худани тонушимиз үчүн, У бизгә әқил-парасәт ата қилди. Биз һәқиқий Худаға бағлинип яшаватимиз, чүнки биз Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағланғанмиз. Әйса Мәсиһ һәқиқий Худадур вә мәңгүлүк һаяттур! 21Әзиз балилирим, Худаға беғишланған қәлбиңлардики орунни һәр қандақ нәрсиләрниң егиләвелишидин сақлиниңлар. *6. Муәллип бу айәт арқилиқ һәзрити Әйса пәқәт суға чөмүлдүрүлгәндин тартип таки чапрас яғачқа миқлиниш һарписиғичә болған арилиқта Худа Оғли болған, дегән ялған тәлимләргә рәддийә берип, Худа Оғли һәзрити Әйсаниң пәқәт суға чөмүлдүрүлүпла қалмай, йәнә чапрас яғачқиму миқланғанлиғини тәкитлигән.
|
|||||||