Аләмниң яритилиши




1

Худаниң аләмни яритиши

1Худа һәммидин бурун пүтүн аләмни яратти. 2У чағда йәр шари шәкилсиз вә қуп-қуруқ һаләттә болуп, суларни қараңғулуқ қаплиған еди. Худаниң Роһи су үстидә аста пәрваз қилип жүрәтти.

3Худа: «Йоруқлуқ болсун!» дегән еди, йоруқлуқ пәйда болди. 4-5Худа йоруқлуқниң яхши екәнлигини көрди. Шуниң билән У йоруқлуқни қараңғулуқтин айриди вә йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни болса «кечә» дәп атиди. Кечә-күндүз өтүп, бу тунҗа күн болди.

6Андин Худа: «Суларниң жуқури-төвән иккигә айрилип туруши үчүн, уларниң арисида бир һава бошлуғи болсун!» дәп әмир қилди. 7Шуниң билән бир һава бошлуғи пәйда болуп, униң астидики суларни үстидики сулардин айриди. Худаниң әмри билән шундақ болди. 8Худа бу һава бошлуғини «асман» дәп атиди. Кечә-күндүз өтүп, бу иккинчи күн болди.

9Андин Худа: «Асманниң астидики сулар бир йәргә жиғилсун вә қуруқ топа көрүнсун!» деди. Худаниң әмри билән шундақ болди. 10Худа қуруқ топини «йәр», жиғилған суларни болса «деңиз» дәп атиди. Худа буларниң яхши екәнлигини көрди.

11Андин Худа йәнә: «Йәрдә һәр хил өсүмлүкләр; уруқлуқ вә мевилик болуп, өз түрлири бойичә үнүп чиқсун!» деди. Худаниң әмри билән шундақ болди. 12Шуниң билән йәр йүзидә һәр хил уруқлуқ вә мевилик өсүмлүкләр өз түрлири бойичә үнүп чиқти. Худа буларниң яхши екәнлигини көрди. 13Кечә-күндүз өтүп, бу үчинчи күн болди.

14Худа йәнә: «Асманда йоруқлуқ беридиған җисимлар болсун. Улар кечә билән күндүзни пәриқләндүрүп, күн, пәсил вә жилларни айрип турушта бәлгү болсун. 15Бу җисимлар нур чечип, йәр йүзини йорутуп турсун!» дәп әмир қилди. Худаниң әмри билән шундақ болди. 16Худа йоруқлуқ беридиған икки чоң җисимни яратти, қуяшни күндүзни башқуридиған, айни кечини башқуридиған қилди. Һәм Худа йәнә юлтузларниму яратти. 17-18Йәр йүзини йорутуш, күндүз билән кечини башқуридиған қилиш вә йоруқлуқни қараңғулуқтин айриш үчүн, Худа йоруқлуқ беридиған җисимларни асманға орунлаштурди вә уларниң яхши екәнлигини көрди. 19Кечә-күндүз өтүп, бу төртинчи күн болди.

20Худа йәнә: «Су һәр хил җанлиқлар билән толсун, асманда һәр хил учар қанатлар учсун!» дәп әмир қилди. 21Буниң билән Худа суда яшайдиған әҗайип-ғарайип җанлиқларни, һәр хил чоң-кичик белиқларни вә асмандики һәр хил учар қанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа бу җанлиқларниң яхши екәнлигини көрди. 22Худа бу җанлиқларға бәхит ата қилип: «Суда яшиғучи җанлиқлар көпийип, деңиз-муһитларни толтурсун, учар қанатлар йәр йүзидә көпәйсун!» деди. 23Кечә-күндүз өтүп, бу бәшинчи күн болди.

24Худа йәнә: «Йәр йүзидә һәр хил җаниварлар — өй һайванлири вә чоң-кичик явайи һайванатлар пәйда болсун!» деди. Худаниң әмри билән шундақ болди. 25Шуниң билән Худа йәр йүзидә һәр хил җаниварларни өз түрлири бойичә яратти вә уларниң яхши екәнли­гини көрди.

26Андин Худа: «Бизниң обризимиздәк, йәни роһий җәһәттин Бизгә охшайдиған инсанларни яритайли. Улар һәр хил җаниварларни —деңиз-муһиттики белиқлар, асмандики учар қанатлар, барлиқ өй һайванлири вә чоң-кичик явайи һайванатларни башқуридиған болсун!» дәп әмир қилди.

27Буниң билән Худа инсанни Өз обризидәк яратти,

Уни Өзигә охшайдиған қилип яратти,

Шундақла уларни әр вә аял қилип яратти.

28Худа уларға бәхит ата қилип мундақ деди: «Пәрзәнт көрүп көпийиң­лар, йәр йүзини қаплап, дунияни бойсундуруңлар. Шундақ­ла деңиз-муһиттики белиқлар, асмандики учар қанатлар, шуниңдәк пүтүн җаниварларни башқуруңлар. 29Мән силәргә пүтүн йәр йүзидики һәр хил зираәт вә мевиләрни озуқлуқ қилип бәрдим. 30Барлиқ чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатлар қатарлиқ һәр хил мәхлуқларға болса, от-чөп вә көктатларни озуқлуқ қилип бәрдим».

Худаниң әмри билән шундақ болди. 31Худа яратқанлириниң һәммисигә қарап, уларниң яхши екәнлигини көрди. Кечә-күндүз өтүп, бу алтинчи күн болди.


2

1Шундақ қилип, аләм пүткүл мәвҗудатлири билән яритилип болди.

2Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа яритиш ишини тамамлап болған болуп, у күни арам алди. 3У йәттинчи күнни бәхитлик күн қилип, уни «муқәддәс күн» дәп җакалиди, чүнки бу күн Худа яритишни тамамлап, арам алған күн еди.

Ерәм бағ

4-5Пәрвәрдигар Худаниң аләмни яритиши җәриянида мундақ ишлар болди: Пәрвәрдигар Худа аләмни яратқанда, йәр йүзидә от-чөп вә зираәтләр йоқ еди, чүнки Худа техи ямғур яғдурмиған еди, шундақла йәргә терилғулуқ қилидиған адәмму йоқ еди. 6Амма йәрдин су чиқип, пүтүн зиминни суғарди. 7Андин Пәрвәрдигар Худа йәрниң тописидин Адәм* атини ясиди вә униң бурнидин һаятлиқ нәпәсини пүвлиди. Буниң билән Адәм атиға һаятлиқ берилди.

8Пәрвәрдигар Худа шәриқтики Ерәм дегән җайда бир бағ бәрпа қилип, Өзи яратқан адәмни у йәргә орунлаштурди. 9Пәрвәрдигар Худа у йәрдә йәнә мевилири шерин вә чирайлиқ һәр хил дәрәқләрни өстүрди. Бағниң оттурисида алаһидә икки түп дәрәқ бар еди. Бири «Һаятлиқ беридиған дәрәқ» болуп, йәнә бири «Яхши билән яманни билдүридиған дәрәқ» еди.

10Ерәм дегән йәрдин бир дәрия еқип келип, бағни суғиратти. Бағдин чиққан су төрткә бөлүнәтти. 11Биринчиси Пишон дәрияси болуп, алтун чиқидиған Һавилаһ дегән йәрни айлинип өтиду. 12У йәрниң алтуни сап, у йәрдин йәнә кам учрайдиған хуш пурақлиқ девирқай вә йоллуқ һеқиқ чиқиду. 13Иккинчиси Гиһон дәрияси болуп, Куш дегән йәрни айлинип өтиду. 14Үчинчиси Диҗлә дәрияси болуп, Ассурниң шәрқидин еқип өтиду. Төртинчиси Фират дәриясидур.

15Пәрвәрдигар Худа Адәм атини Ерәм баққа ишләп уни пәрвиш қилсун, дәп у йәргә қойған еди. 16Пәрвәрдигар Худа Адәм атиға әмир қилип:

— Бағдики мевиләрни халиғиниңчә йә. 17Амма «Яхши билән яманни билдүридиған дәрәқниң» мевисини һәргиз йемә, чүнки уни йесәң, чоқум өлисән!* — деди.

Һава аниниң яритилиши

18Кейин Пәрвәрдигар Худа: «Адәмниң ялғуз яшиши яхши әмәс, униңға лайиқ болғидәк бир ярдәмчи һәмра яритай», деди. 19Буниң билән Пәрвәрдигар Худа йәрдики топидин яратқан һәр хил һайванат вә учар қанатларни Адәм атиниң алдиға уларға исим қойсун, дәп кәлтүрди. Адәм ата уларға қандақ исим қойса, шундақ атилип кәлди. 20Адәм ата барлиқ учар қанат вә һайванларға исим қойди. Һалбуки, уларниң арисида өзигә лайиқ болғидәк бирәр ярдәмчи һәмра йоқ еди.

21Шуңа Пәрвәрдигар Худа Адәм атини қаттиқ ухлитивәтти. У ухлаватқанда, Худа униң бир тал қовурғисини елип, у йәрни униң гөши билән йепип қойди. 22Пәрвәрдигар Худа алған қовурға сүйигидин бир аял ясап, уни Адәм атиниң алдиға елип кәлди.

23Адәм ата хошал һалда мундақ деди:

— Мана әнди сүйиги мениң сүйигимдин, гөши мениң гөшүмдин елинған, маңа охшаш хилдики бири болди! У «аял»* дәп аталсун, чүнки у әрдин елинған.

24Бир адәмниң ата-анисидин айрилип,* аяли билән бирлишип бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур. 25У чағда Адәм ата билән униң аялиниң һәр иккилиси ялиңач болуп, номус қилишматти.



*7. Ибраний тилида «топа» вә «адәм» дегән сөзләрниң тәләппузи йеқин.

*17. Өлүш — бу йәрдә тилға елинған өлүш Худадин айрилиш, йәни роһий җәһәттики өлүш вә униң нәтиҗиси болған җисманий җәһәттики өлүшни көздә тутиду.

*23. Ибраний тилида «аял» дегән сөз аһаң җәһәттә «әр» дегән сөзгә наһайити йеқин болуп, ушбу сөз шуниңдин кәлгән.

*24. Бир адәмниң ата-анисиниң башқуруш даирисидин әркин болуши, дегән чүшәнчини бериду.



 

3

Адәм атиниң Худаниң әмригә хилаплиқ қилиши

1Илан Пәрвәрдигар Худа яратқан һайванларниң ичидә әң һели­гәри еди. У аялдин:

— Худа бағдики һәр қандақ дәрәқниң мевисини йейишиңларни расттинла мәнъий қилдиму? — дәп сориди.

2Аял:

— Бағдики дәрәқләрниң мевилирини йесәк болиду. 3Пәқәт бағниң оттурисидики дәрәқниң мевисини йесәк болмайду. Худа бизниң бу дәрәқниң мевисини йейишимизни, һәтта униңға қол тәккүзүшимиз­ниму мәнъий қилди. Әгәр бу ишни қилсақ, өлимиз,—дәп җавап бәрди.

4Илан аялға җававән мундақ деди:

— Ялған! Һәргиз өлмәйсиләр! 5Худа силәрниң уни йесәңлар, көзүң­ларниң ечилип, Өзигә охшаш яхши билән яманни билидиған болуп қалидиғанлиғиңларни билиду.

6Аял бу дәрәқниң мевисиниң чирайлиқ вә шерин екәнлигини көрүп, уни йесә қанчилик әқиллиқ болуп кетидиғанлиғини ойлап, мевидин үзүп йеди вә уни йенида турған еригиму бәрди. Уму йеди. 7Улар мевини йейиши биләнла көзлири ечилип, өзлириниң ялиңачлиғини билип номус қилишти. Шуңа улар әнҗир йопурмақ­лирини бир-биригә четип, бәдәнлирини йепивелишти.

8Шу күнниң салқин чүшкән вақтида, улар Пәрвәрдигар Худаниң бағда меңип жүргән тивишини аңлап, дәрәқзарлиқниң арисиға йошурунувелишти. 9Лекин Пәрвәрдигар Худа Адәм атиға:

— Сән қәйәрдә? — дәп вақириди.

10Адәм ата:

— Мән Сениң бағда меңип жүргәнлигиңни аңлап, ялиңачлиғимдин номус қилип, Сениңдин қорқуп йошурунувалдим, — дәп җавап бәрди.

11Худа униңдин:

— Ялиңачлиғиңни саңа ким ейтти? Яки Мән йемә дегән мевини йедиңму? — дәп сориди.

12Адәм ата:

— Сән маңа һәмра болсун дәп бәргән аял у мевидин маңа бәргән еди. Шуниң үчүн йедим, — дәп җавап бәрди.

13Пәрвәрдигар Худа аялдин:

— Немә үчүн шундақ қилдиң? — дәп сориди.

— Мени илан аздурди, шуңа йедим, — дәп җавап бәрди аял.

Худаниң Адәм ата билән Һава анини җазалиши

14Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа иланға:

— Бу қилмишиң үчүн җазаға тартилисән! Барлиқ һайванатлар ичидә пәқәт сәнла мону ләнәтләргә қалисән:

«Һазирдин башлап йәр беғирлап меңип,

Өмүрвайәт топа йәйсән.

15Сени аял билән дүшмән қилимән.

Униң әвлади билән сениң әвладиңму

Дүшмәнлишип өтиду.

Униң Әвлади сениң бешиңни йәнчийду,

Сән Униң тапинини чақисән», деди.

16Кейин Пәрвәрдигар Худа аялға:

— Һамилдарлиғиңниң азавини һәссиләп ашуримән. Туғутуңниң толғиғиниму көп қилимән. Шундақтиму ериңгә күчлүк иштияқ бағлайсән, у сени башқуриду, — деди.

17Пәрвәрдигар Худа Адәм атиға:

— Аялиңниң сөзигә кирип, Мән йейишни мәнъий қилған мевини йегәнлигиң түпәйлидин, йәрму ләнитимгә учриди. Сән әнди өмүрвайәт җапалиқ ишләш биләнла озуқлинисән. 18Йәрдин тикән вә қамқақ үниду, сән болсаң йәрдики зираәтләрни йәйсән. 19Баш-көзүң тәргә чөмгәндила тойғидәк бир нәрсә йәләләйсән, таки өлүп топиға айлинип кәткичә иштин баш көтирәлмәйсән. Топидин яритилдиң, шуңа йәнә топиға қайтисән! — деди.

20Адәм ата аялиға Һава* дегән исимни қойди, чүнки у инсанларниң аниси еди. 21Пәрвәрдигар Худа Адәм ата билән униң аялиға һайван­ниң терисидин кийим қилип, кийдүрүп қойди.

Адәм ата билән Һава аниниң Ерәм бағдин қоғлиниши

22Андин Пәрвәрдигар Худа мундақ деди:

— Адәм ата Бизгә охшаш яхши билән яманни билидиған болуп қалди. Әнди униң «Һаятлиқ беридиған дәрәқниң» мевисини йәп қоюшидин сақлинишимиз керәк. Болмиса, у мәңгү яшайду!

23Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа уларни Ерәм бағдин қоғлап чиқирип, йәргә, йәни өзлири әсли яритилған топиға ишләйдиған қилип қойди. 24Андин Худа Адәм атини һаятлиқ беридиған дәрәққә йеқинлашмисун дәп, Ерәм бағниң шәриқ тәрипигә «керуб» дәп атилидиған мәхлуқларни вә биси от чечип, у ян бу ян қозғилип ялтирап туридиған бир қилични орунлаштурди.



*20. Һава — ибраний тилидики «һаятлиқ» дегән сөз билән аһаңдаш.



 

4

Қабил билән Һабил

1Адәм ата аяли Һава ана билән биллә болди. Һава ана һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: «Пәрвәрдигарниң ярдими билән бир оғулға егә болдум», деди вә исмини Қабил* қойди. 2Кейин у йәнә бир оғул туғуп, исмини Һабил қойди. Иккиси чоң болғандин кейин, Һабил падичи болди, Қабил болса дехан болди.

3Һосул мәзгили кәлгәндә, Қабил йәрниң мәһсулатидин елип Пәрвәрдигарға тәғдим қилди. 4Һабилму қой падиси ичидин тунҗа туғулған қозилардин союп, таза семиз йеридин Пәрвәрдигарға тәғдим қилди. Пәрвәрдигар Һабилни вә униң соғисини қобул қилди. 5Бирақ Қабилни вә униң соғисини қобул қилмиди. Буниңдин интайин хапа болған Қабилниң чирайи тутулуп кәтти.

6Шу чағда Пәрвәрдигар Қабилға:

— Немишкә хапа болисән? Чирайиң немишкә тутулуп кәтти? 7Әгәр дурус иш қилған болсаң, сениму қобул қилған болаттим! Бирақ яманлиқ қилсаң, гуна худди ишик алдида етилмақчи болуп турған явайи иштқа охшаш сениң вуҗудуңни чирмавалиду. У сени өз илкигә алмақчи болсиму, лекин сән уни йеңишиң лазим! — деди.

8Кейин Қабил иниси Һабилға:

— Җүр, далада сәйлә қилип келәйли! — деди. Улар даладики вақ­тида, Қабил инисиға қол селип, уни өлтүрүвәтти.

9Пәрвәрдигар Қабилдин:

— Иниң Һабил қени? — дәп сориди.

— Билмәймән, мән инимниң баққучисимидим? — дәп җавап бәрди у.

10Пәрвәрдигар кәйнидинла уни:

— Бу немә қилғиниң? Иниңниң интиқам елиш үчүн дат-пәрият қиливатқан қени Маңа көрүнүп туриду. 11Сән әнди ләнәткә учрайсән. Буниңдин кейин бу йәрдә туралмайсән! Чүнки сән иниңни өлтүрдүң, йәргә қан төктүң. 12Сән йәргә ишлигән тәғдирдиму, йәр саңа һосул бәрмәйду. Сән әнди сәрсан болуп, йәр йүзидә сәргәрданлиқта жүрисән, — дәп әйиплиди.

13Буни аңлиған Қабил Пәрвәрдигарға мундақ деди:

— Мән бундақ еғир җазани көтирәлмәймән. 14Сән мени бу йәрдин қоғлап, һозуруңдин һайдаватисән! Мән әнди өй-макансиз, сәрсан болуп, йәр йүзидә сәргәрданлиқта жүримән. Мени көргәнла киши өлтүрүветиду!

15Лекин Пәрвәрдигар:

— Яқ, сени өлтүргән киши йәттә һәссә қаттиқ җазалиниду, —деди.

Шуниң билән Пәрвәрдигар Қабилни өлтүрмәкчи болғанларни агаһландуруш үчүн, униң пешанисигә алаһидә бәлгү қоюп қойди. 16Буниң билән Қабил Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Ерәм бағниң шәриқ тәрипидики Нод дегән җайда олтирақлишип қалди.

Қабилниң әвлатлири

17Қабил аяли билән биллә болди. Аяли һамилдар болуп, бир оғул туғди. Униң исмини Һанух қойди. Қабил бир шәһәр бена қилип, шәһәрни оғлиниң исмида атиди. 18Һанухтин Ирад төрәлди, Ирадтин Меһуяил төрәлди, Меһуяилдин Метушаил төрәлди, Метушаилдин Ламик төрәлди.

19Ламик икки хотун алди, бириниң исми Адә, йәнә бириниң исми Зиллә еди. 20Адә Ябални туғди. Ябал көчмән малчиларниң бовиси болди. 21Униң инисиниң исми Юбал еди. Юбал чилтар вә нәй чалғучиларниң бовиси болди. 22Зиллә Тубал-Қайин дегән бир оғулни туғди. Тубал-Қайин мис, төмүр җабдуқларни ясиғучиларниң бовиси болди. Тубал-Қайинниң Нәимә исимлиқ бир сиңлиси бар еди. 23Ламик икки аялиға по ейтип, мундақ деди:

«Әй Адә билән Зиллә, сөзүмгә қулақ селиңлар!

Әй аяллирим, көңүл қоюп аңлаңлар!

Мени яридар қилған бир адәмни өлтүрдүм.

Мени урған бир яшни өлтүрдүм.

24Қабилни өлтүргүчи йәттә һәссә җазаланса,

Мени өлтүргүчи йәтмиш йәттә һәссә җазалиниду».

Сет билән Енош

25Адәм ата йәнә өз аяли билән биллә болуш нәтиҗисидә аяли бир оғул туғди. Һава ана: «Худа маңа Қабил өлтүрүвәткән Һабилниң орниға бир оғул бәрди», — деди. Шуңа у исмини Сет* қойди. 26Сет­тин бир оғул туғулуп, исми Енош қоюлди. Мана шу чағдин башлап, адәмләр Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа башлиди.



*1. Қабил — ибраний тилидики «егә болдум» дегән сөз билән аһаңдаш.

*25. Сет — ибраний тилидики «Худа бәрди» дегән сөз билән аһаңдаш.



 

5

Адәм атиниң әвлатлири

1Төвәндикиләр Адәм атиниң әвлатлиридур:

Худа Адәмни Өзигә охшайдиған қилип яратти. 2Уларни әр вә аял қилип айрип, уларға бәхит ата қилди һәм уларни «адәм» дәп атиди.

3Адәм ата йүз оттуз йешида өзигә охшайдиған йәнә бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Сет қойди. 4Адәм ата Сетни тапқандин кейин, йәнә сәккиз йүз жил һаят кәчүрүп, йәнә көп оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 5У тоққуз йүз оттуз йешида аләмдин өтти.

6Сет йүз бәш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Енош қойди. 7Кейин у йәнә сәккиз йүз йәттә жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 8У тоққуз йүз он икки йешида аләмдин өтти.

9Енош тохсән йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Қенан қойди. 10Кейин у йәнә сәккиз йүз он бәш жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 11У тоққуз йүз бәш йешида аләмдин өтти.

12Қенан йәтмиш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Маһалалил қойди. 13Кейин у йәнә сәккиз йүз қириқ жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 14У тоққуз йүз он йешида аләмдин өтти.

15Маһалалил атмиш бәш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Ярет қойди. 16Кейин у йәнә сәккиз йүз оттуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 17У сәккиз йүз тохсән бәш йешида аләмдин өтти.

18Ярет бир йүз атмиш икки йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Һанух қойди. 19Кейин у йәнә сәккиз йүз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 20У тоққуз йүз атмиш икки йешида аләмдин өтти.

21Һанух атмиш бәш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Мәтушәлаһ қойди. 22Шуниңдин кейин Һанух үч йүз жил җәриянида Худа билән йеқин яшиди. У йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 23У йәр йүзидә җәми үч йүз атмиш бәш жил яшап, 24пүтүн һаятини Худа билән йеқин өткүзүп, бир күни көздин ғайип болди. Чүнки Худа уни Өз йениға елип кәткән еди.

25Мәтушәлаһ бир йүз сәксән йәттә йешида бир оғул пәрзәнт көрди. Униң исмини Ламик қойди. 26Кейин у йәнә йәттә йүз сәксән икки жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 27У тоққуз йүз атмиш тоққуз йешида аләмдин өтти.

28-29Ламик бир йүз сәксән икки йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Нуһ* дәп қойди. У: «Пәрвәрдигарниң йәргә ләнәт ейтиши билән, биз җапалиқ ишларға қалған. Әнди бу бала бизниң еғирчилиғимизни йениклитиду», деди.

30Нуһни тапқандин кейин, Ламик йәнә бәш йүз тохсән бәш жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 31У йәттә йүз йәтмиш йәттә йешида аләмдин өтти.

32Нуһ бәш йүз яшқа киргәндин кейин, Сам, Һам, Япәт исимлиқ үч оғул пәрзәнт көрди.



*28-29Нуһ — «йениклитиш» дегән сөз билән аһаңдаш.



 

6

Инсанларниң яманлиғи

1Инсанлар дунияда көпийишкә башлиғанда, қизларму көп­ләп туғулған еди. 2«Худаниң оғуллири»* шу қизларниң чирайлиқ­лиғини көрүп, өзлири халиған қизларни хотунлуққа елишқа башлиди.

3Буни көргән Пәрвәрдигар:

— Мән инсанларға бәргән һаятлиқ роһи уларда мәңгү яшимайду, чүнки улар өлүшкә тегишлик. Кәлгүсидә уларниң өмри бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди.

4«Худаниң оғуллири» инсанларниң қизлири билән биллә болуп, әвлат тапқан чағда вә кейинки вақитларда йәр йүзидә «Нефилим» дәп атилидиған, девигә охшайдиған адәмләрму бар еди. Улар қедимки заманниң батурлири вә даңлиқ кишилири еди.

5Пәрвәрдигар инсанларниң бузулғанлиғини, нийитиниң һәр қачан яманлиғини көрүп, 6Өзиниң адәмни яратқанлиғиға пушайман қилди. У интайин ечинған һалда:

7— Мән яратқан инсанларни йәр йүзидин йоқитимән. Шундақла барлиқ чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатларниму йоқ қилимән. Уларни яратқанлиғим үчүн әпсуслинимән! — деди.

8Лекин Пәрвәрдигар Нуһтин хурсән еди.

Нуһниң кемә ясиши

9-10Нуһниң иш-излири төвәндикичә: Нуһниң Сам, Һам, Япәт исимлиқ үч оғли бар еди. Нуһ өз заманида бирдин-бир дурус, камчилиқсиз адәм болуп, Худаға йеқин яшиған еди. 11Башқа инсанлар болса, Худаниң нәзәридә гунаға патқан болуп, йәр йүзи улар сәвәвидин зораванлиққа толған еди. 12Худа дунияға нәзәр селип, кишиләрниң қилмишлириниң яманлиғидин дунияниң интайин бузулғанлиғини көрди. 13Шуниң билән Худа Нуһқа:

— Дуния инсанларниң зораванлиғиға толуп кәтти. Шуңа Мән уларни йоқитимән! Дуния билән қошуп пүтүнләй йоқитимән! 14Сән яхши мом яғачтин өзәңгә бир кемә яса. Ясиған кеминиң ичидә өйләр болсун. Су кирмәслиги үчүн ичи-сиртини момла. 15Кеминиң узунлуғи бир йүз оттуз үч метр, кәңлиги жигирмә икки метр, егизлиги он үч метр болсун. 16Кеминиң әң үстидә ләмпә болсун, ләмпә билән яғач там арилиғида әллик сантиметр егизликтә бошлуқ қалдур. Кемини жуқури, оттура вә төвән үч қәвәт қилғин. Кеминиң ишигини йениға ачқин. 17Мән йәр йүзини топан билән ғәриқ қилип, асман астидики пүткүл җанлиқларни йоқитимән. Йәр йүзидики тиниғи бар мәхлуқларниң һәммисини йоқитимән, 18лекин сән билән алдин-ала бир келишим түзәй. Сән аялиң, оғуллириң вә келинлириңни елип кемигә кир. 19Сән йәнә кемигә йәр йүзидики һәр хил һайванларниң һәр бир түриниң әркәк-чишисидин бир җүптин елип, уларни сақлап қал. 20Һәр хил чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатлар сақлинип қелиш үчүн, сениң алдиңға бир җүптин келиду. Сән уларни кемигә киргүзгин. 21Өзәңлар вә һайванатлар үчүн һәр хил озуқ-түлүкләрни еливал, — деди.

22Нуһ һәр бир ишни Худа буйруғандәк қилди.



*2. «Худаниң оғуллири» — бу һәқтә үч хил чүшәнчә бар: 1. Инсан әмәс, бәлки асмандики бир хил зат, периштә яки роһтин ибарәт. 2. Дәриҗидин ташқири адәм болуп, падиша яки һөкүмдарға охшаш. 3. Худасиз Қабилниң әвлатлиридәк әмәс, бәлки Худа йолида маңидиған Сетниң әвлатлириға охшаш.



 

7

Топан апити

1Пәрвәрдигар Нуһқа:

— Бу дуниядики кишиләр арисида сениң бирдин-бир дурус киши екәнлигиңни байқидим. Шуңа сән пүтүн аиләңдикиләрни елип кемигә киргин. 2Мән «һалал» дәп бәкиткән һайванатларниң һәр хилиниң әркәк-чишисидин йәттә җүптин, «һарамлириниң» һәр хилиниң әркәк-чишисидин бир җүптин еливал. 3Учар қанатларниң һәр хилиниң әркәк-чишисидинму йәттә җүптин еливал. Шундақ болғанда, топан ахирлашқандин кейин, һәр хил һайванат, учар қанатлар һаят қелип, йәр йүзидә уларниң уруғи қайта көпийәләйду. 4Өзәм яратқан пүткүл җанлиқларни йәр йүзидин пүтүнләй йоқитиш үчүн, йәттә күндин кейин, уда қириқ кечә-күндүз қаттиқ ямғур яғдуримән, — деди.

5Нуһ Пәрвәрдигарниң буйруқлирини бир-бирләп иҗра қилди.

6Топан йәр йүзини басқанда, Нуһ алтә йүз яшта еди. 7У топан апитидин қутулуп қелиш үчүн, аяли, оғуллири вә келинлирини елип кемигә кирди. 8-9«Һалал» вә «һарам» дәп бәкитилгән һәр хил чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатларму Худаниң Нуһқа ейтқинидәк Нуһниң алдиға келип, җүплири билән кемигә кирди. 10Йәттә күндин кейин йәр йүзини топан бесишқа башлиди.

11Нуһ алтә йүз яшқа киргән жили иккинчи айниң он йәттинчи күни йәр астидики һәммә булақлар йерилип, асмандин челәкләп қуйғандәк қаттиқ ямғур яғди. 12Ямғур қириқ кечә-күндүз тохтимай давамлашти. 13Дәл ямғур башланған күни Нуһ, аяли, Сам, Һам, Япәттин ибарәт үч оғли вә келинлири кемигә кирди. 14Һәр хил явайи һайванатларниң чоң-кичиклири, өй һайванлири вә учар қанатлар, 15җүмлидин, тиниғи бар пүткүл мәхлуқлар өз җүплири билән Нуһниң алдиға бир җүптин келип, кемигә кирди. 16Һаят кәчүрүватқан барлиқ җанлиқлар Худаниң әмри бойичә өз җүплири билән кемигә киргәндин кейин, Пәрвәрдигар кеминиң ишигини тақап қойди.

17Ямғур қириқ күн давамлашти. Топан улғайғансири кемә йәрдин көтирилди. 18Су техиму егизләп, кемә су йүзидә ләйләп қалди. 19Топан йәр йүзини қаплап, һәтта егиз тағ чоққилириму көрүнмәй қалди. 20Су өрләп таки әң егиз тағ чоққилиридин йәттә метр егизләп кәткичә давамлашти. 21Нәтиҗидә йәр йүзидики һаят кәчүрүватқан пүткүл җанлиқлар, йәни һәр қандақ учар қанатлар, чоң-кичик һайванатлар вә инсанлар пүтүнләй йоқитилди. 22Демәк, йәр йүзидики һаятлиқ нәпәси бар болғанларниң һәммиси өлди. 23Худа йәр йүзидики һәммә җанлиқларни, йәни инсанлар, чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатларни йоқатти. Пәқәт Нуһ билән униң кемисидики җанлиқларла һаят қалди. 24Топан йәр йүзини бир йүз әллик күн басти.


8

Топан апитиниң ахирлишиши

1Шундақ болсиму, Худа Нуһни вә кемидә униң билән биллә болған барлиқ һайванатларни унтуп қалмиди. У йәр йүзидә шамал чиқарған еди, су пәсийишкә башлиди. 2Йәр астидики булақлар йепилип, асмандин йеғиватқан қаттиқ ямғурму тохтиған еди. 3Бир йүз әллик күн ичидә су аста-аста азайди. 4Йәттинчи айниң он йәттинчи күни кемә Арарат тағ тизмилиридики бир тағниң үстидә олтирип қалди. 5Су давамлиқ пәсийип, онинчи айниң биринчи күни тағ чоққилири көрүнүшкә башлиди.

6Қириқ күндин кейин Нуһ деризисини ечип, 7бир қарғини қоюп бәрди. Бу қарға таки йәрдики су қуруп кәткичә, кеминиң әтрапида айлинип жүрди. 8Шуниң билән бир вақитта Нуһ суниң йәр йүзидин янған яки янмиғанлиғини билиш үчүн, бир кәптәрни қоюп бәргән еди. 9Лекин йәр йүзини техичә су қаплап турғачқа, кәптәр қонғидәк җай тапалмай қайтип кәлди. Нуһ қолини сунуп, уни тутуп кемигә әкиривалди. 10Йәнә йәттә күндин кейин у кәптәрни йәнә қоюп бәрди. 11Кәчқурун һелиқи кәптәр тумшуғида йеңи зәйтун йопурмиғини чишлигән һалда Нуһниң йениға қайтип кәлди. Нуһ шуниңдин суниң йәр йүзидин асасий җәһәттин янғанлиғини билди. 12Йәнә йәттә күндин кейин у кәптәрни йәнә қоюп бәрди. Бу қетим кәптәр қайтип кәлмиди.

13Нуһ алтә йүз бир яшқа киргән жили биринчи айниң биринчи күни топан йәр йүзидин пүтүнләй йенип болди. Нуһ кеминиң қапқиғини ечип, өп-чөрисигә қарап, йәр йүзиниң қурушқа башлиғанлиғини көрди. 14Иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни йәр йүзи пүтүнләй қуруп болди.

15-16Худа Нуһқа:

— Аялиң, оғуллириң вә келинлириңни кемидин елип чиқ. 17Йениңдики барлиқ мәхлуқлар, йәни учар қанатлар вә чоң-кичик һайванатларни елип чиқ. Улар йәр йүзидә йәнә көпийип, зиминға таралсун, — деди.

18Шуниң билән Нуһ аяли, оғуллири вә келинлирини елип кемидин чиқти. 19Йәр йүзидики барлиқ җанлиқлар, йәни чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатлар өз түрлири билән топ-топ болушуп, кемидин чиқишти.

Нуһниң Худаға қурванлиқ қилиши

20Нуһ Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписини ясап, «һалал» дәп бәкитилгән һайванат вә учар қанатларниң һәр түридин таллап союп, қурванлиқ сүпитидә көйдүрүвәтти. 21Пәрвәрдигар қурванлиқтин мәмнун болуп, көңлидә: «Инсанларниң қилмишлири үчүн йәргә қайта ләнәт ейтмаймән. Инсанларниң кичигидин тартип нийитиниң пүтүнләй яманлиғини билимән. Шундақ болсиму, йәр йүзидики барлиқ җанлиқларни һәргиз бу қетимқидәк қайта йоқитивәтмәймән. 22Йәр йүзи бир күн моҗут болса, униңда терим-жиғим, иссиқ-соғ, қиш-яз, кечә-күндүзму моҗут болиду!» — деди.


9

Худаниң Нуһ билән келишим түзүши

1Худа Нуһ вә униң оғуллириға бәхит ата қилип мундақ деди:

— Силәр нәслиңларни көпәйтиңлар, уруқ-әвладиңлар пүтүн дунияға тарқалсун. 2Йәр йүзидики барлиқ чоң-кичик һайванатлар, учар қанатлар вә белиқлар силәрдин қорқуп, силәрниң башқурушуңларда болиду. 3Бурун силәргә озуқлуқ үчүн көктатларни бәргинимдәк, әнди силәргә һәммә һайванатларниму беримән. 4Лекин силәр қени бар гөшни һәргиз йемәңлар, чүнки җан қандидур. 5Буниңдин башқа, қан төкүлүш болса, чоқум һесап алимән. Һәр қандақ бир һайван адәм өлтүрсә, униңдинму һесап алимән. Кимду-ким адәм өлтүрсә, униму өлүмгә мәһкүм қилимән.

6Мән адәмни Өзәмгә охшайдиған қилип яраттим,

Шуниң үчүн кимки башқа бир адәмниң қенини төксә,

Униң қениму башқилар тәрипидин төкүлиду.

7Силәр нәслиңларни көпәйтиңлар. Силәрниң уруқ-әвладиңлар пүтүн дунияни қаплисун.

8-10Андин Худа Нуһ вә униң оғуллириға мундақ деди:

— Мән әнди силәр вә силәрниң уруқ-әвлатлириңлар билән һәм йәр йүзидики барлиқ һайванатлар, йәни силәр билән биллә кемидин чиққан һәр бир өй һайванлири, явайи һайванатлар вә учар қанатлар билән келишим түзимән. 11Силәргә вәдә беримәнки, пүткүл җанлиқлар һәргиз топан билән қайта йоқитилмайду, йәр йүзини харап қилидиған топан иккинчи кәлмәйду. 12-13Мән силәр вә барлиқ җанлиқлар билән мәңгүлүк бир келишимни түздүм. Бу келишимниң бәлгүси — асманда көрүнидиған һасан-һүсәндур. 14-15Мәйли қачан болмисун, ямғурдин кейин асмандики булутлар арисида һасан-һүсәнни көргинимдә, Өзәмниң силәр вә пүткүл җанлиқлар билән түзгән келишимимни есимгә алимән. Топан барлиқ җанлиқларни қайта йоқатмайду. 16Һасан-һүсәнниң булутлар арисида пәйда болуши Өзәмниң силәр вә йәр йүзидики пүткүл җанлиқлар билән түзгән мәңгүлүк келишимимни есимгә кәлтүриду. 17Һасан-һүсән Мениң барлиқ җанлиқлар билән түзгән келишимимниң бәлгүси болсун.

Нуһ вә униң оғуллири

18Кемидин чиққан Нуһниң оғуллири: Сам, Һам вә Япәтләр еди. (Һам қананлиқларниң бовиси.) 19Дунияға тарқалған һәммә хәлиқләр Нуһниң бу үч оғлиниң әвлатлиридур.

20Нуһ дехан болуп, үзүмзарлиқ йетиштүргән биринчи киши еди. 21Бир қетим у шарап ичип мәс болуп қелип, кийим-кечәклирини селиветип, чедирида ятатти. 22Қананниң атиси болған Һам атисиниң қеп-ялиңачлиғини көрүп қелип, бу ишни икки қериндишиға ашкарилап қойди. 23Сам билән Япәт учисиға бир узун чапан йепинчақлап, чедирниң ичигә кәйничә меңип кирип, чапанни атисиға йепип қойди. Улар йүзини алди тәрәпкә қилип, атисиниң ялиңач тенигә қаримиди. 24Нуһ ойғинип, кәнҗә оғли Һамниң қилғанлирини билип, 25униң оғли Қананға ләнәт ейтип мундақ деди:

«Қананға ләнәт яққай!

У қериндашлириниң әң төвән қули болғай.

26Пәрвәрдигар — Сам етиқат қилған Худа мәдһийиләнгәй!

Қананниң әвлади Самниң әвладиға қул болғай.

27Худа Япәтни гүлләп яшнатқай.

Униң әвлади Самниң әвлади билән биллә инақ яшиғай.

Қананниң әвлади Япәтниң әвладиға қул болғай».

28Топандин кейин Нуһ йәнә үч йүз әллик жил өмүр сүрди. 29У тоқ­­қуз йүз әллик йешида аләмдин өтти.


10

Нуһниң үч оғлиниң әвлатлири

1Нуһниң оғуллири Сам, Һам, Япәтләрниң әвлатлири төвәнди­кичә: Топандин кейин у үчидин пәрзәнтләр* төрәлди.

2Япәтниң оғуллири: Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тираслар еди.

3Гомәрниң оғуллири: Ашкиназ, Рифат вә Тогармаһлар еди.

4Яванниң оғуллири: Әлиша, Таршиш, Киттим, Роданимлар еди. 5Улар деңиз бойлирида вә аралларда яшайдиған милләтләрниң атиси болди. Япәтниң әвлатлири өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.

6Һамниң оғуллири: Куш, Мисир, Ливийә вә Қананлар еди.

7Кушниң оғуллири болса: Сиба, Һавилаһ, Сабита, Раами вә Сәбитикаһ­лар еди.

Рааминиң оғуллири болса: Шиба вә Деданлар еди.

8Кушниң Нимрод исимлиқ бир оғли болуп, у йәр йүзидики әң күчлүк батурға айланди. 9У Пәрвәрдигарниң алдида батур очи болған еди. Шуңа кишиләр арисида «Пәрвәрдигар сени Нимродтәк батур очи қилсун!» дегән сөз тарқалған еди. 10Дәсләптә униң падишалиғи Бабил, Әрәк, Акад, Калнеһ дегән җайларни өз ичигә алатти. Бу төрт җай Бабилонда еди. 11-12У бу йәрдин Ассур райониға кәңийип, Нинәви, Риһубот-Ир, Калах вә Рәсән дегән шәһәрләрни бена қилди. Рәсән шәһири Нинәви билән Калах шәһириниң оттурисида болуп, у чоң шәһәр еди.

13Мисирниң әвлатлири: лудлар, анамийлар, леһабийлар, нафтуһий­лар, 14патруслар, каслуһийлар вә критлар еди. Филистинликләр болса, каслуһийларниң кейинки әвлатлири еди.

15Қананниң тунҗа оғлиниң исми Сидон еди, йәнә бир оғлиниң исми Хит еди. Уларниң исимлири кейин һәр милләтләрниң намлириға айлинип, улар шу милләтләрниң бовилири болди. 16Қанан йәнә йәбуслар, аморлар, гиргашлар, 17һивилар, аркийлар, синдийлар, 18арвадийлар, симарийлар вә һаматийларниң бовиси болди.

Кейин қананлиқларниң қәбилилири наһайити кәң тарқалди. 19Уларниң зимин чегариси Сидонниң җәнубидин Гирарниң йенидики Газа шәһиригичә, шәриқтә Содом, Гомора, Адма вә Сибоимниң йенидики Лаша шәһиригичә созулатти. 20Һамниң бу әвлатлири һәр қайсиси өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.

21Сам Япәтниң акиси болуп, у әбәрләрниң атиси болди. 22Самниң оғуллири Елам, Ассур, Арпахшад, Лод вә Аррам еди. Уларниң исимлири кейин һәр милләтләрниң намлириға айлинип, улар шу милләтләрниң бовилири болди.

23Аррамниң оғуллири: Ус, Һул, Гәтәр вә Машлар еди.

24Арпахшад Шалаһниң атиси, Шалаһ болса Әбәрниң атиси еди.

25Әбәрдин икки оғул төрәлди. Бириниң исми Пәләг* еди, чүнки у яшиған дәвирдә инсанлар бөлүнүшкә башлиди. Йәнә бириниң исми Йоқтан еди.

26Йоқтанниң оғуллири: Алмодад, Шәләп, Хазармавит, Йәраһ, 27Һадорам, Узал, Диклаһ, 28Обалий, Абимаел, Шиба, 29Офир, Һавилаһ вә Йобаблар еди. Мана буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири болуп, 30улар Мешадин Сәффарниң шәриқ тәрипидики таққичә болған җайларда яшатти.

31Самниң жуқурида тилға елинған әвлатлириниң һәр қайсиси өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.

32Жуқуридикиләр Нуһниң әвлатлиридур. Булар өз зиминидики һәр бир қәбилиләр бойичә хатириләнгән. Топандин кейин дуния­дики пүтүн милләтләр Нуһниң оғуллиридин тарқалди.



*1. Нуһниң әвлатлириниң исимлири кейин һәр милләтниң намлириға айлинип, улар шу милләтниң бовиси болди. Улар турған йәрләрму шуларниң нами билән аталди.

*25. Пәләг — ибраний тилидики «бөлүнүш» дегән сөз билән аһаңдаш.



 

11

Худаниң тилни көп тилларға бөлүветиши

1Дәсләптә йәр йүзидә бирла тил бар еди, инсанлар пәқәт шу тилдила сөзлишәтти. 2Улар шәриқ тәрәпкә көчүватқинида, Бабилондики бир түзләңликкә келип орунлашти. 3Улар өз ара:

— Хиш қуюп, отта пиширайли! — дәп мәслиһәтләшти.

Буниң билән улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қара май ишлитидиған болди.

4Андин улар:

— Бир шәһәр бена қилайли! Шәһәрдә асманға тақашқидәк бир мунара ясап, өз намимизни чиқирип, тәрәп-тәрәпкә тарқилип кетишимиздин сақлинайли! — дейишти.

5Пәрвәрдигар инсанларниң бена қиливатқан шәһәр вә мунарини көргили чүшти. 6Пәрвәрдигар:

— Улар бирлишип бир җамаәт болуп, бир тилда сөзлишидикән. Бу пәқәтла улар қилмақчи болған ишниң башлиниши! Буниңдин кейин улар немә қилишни халиса, шуни қилалайду. 7Биз чүшүп, уларниң тилини қалаймиқанлаштуруветип, уларни бир-бириниң мәхситини уқалмайдиған қилип қояйли, — деди.

8Буниң билән Пәрвәрдигар уларни пүтүн дунияға тарқитивәтти. Улар шәһәр бена қилиш қурулушини тохтатти. 9Шуңа бу шәһәрниң нами Бабил* дәп аталди. Чүнки Пәрвәрдигар у йәрдә инсанларниң тиллирини қалаймиқанлаштуруветип, уларни дунияниң һәр қайси җайлириға тарқитивәткән еди.

Самниң әвлатлири

10Самниң әвлатлири төвәндикичә: Топан өтүп иккинчи жили Сам йүз йешида Арпахшадни тапти. 11Кейин у йәнә бәш йүз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.

12Арпахшад оттуз бәш йешида Шалаһни тапти. 13Кейин у йәнә төрт йүз үч жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.

14Шалаһ оттуз йешида Әбәрни тапти. 15Кейин у йәнә төрт йүз үч жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.

16Әбәр оттуз төрт йешида Пәләгни тапти. 17Кейин у йәнә төрт йүз оттуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.

18Пәләг оттуз йешида Рағуни тапти. 19Кейин у йәнә икки йүз тоқ­қуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.

20Рағу оттуз икки йешида Серухни тапти. 21Кейин у йәнә икки йүз йәттә жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.

22Серух оттуз йешида Наһорни тапти. 23Кейин у йәнә икки йүз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.

24Наһор жигирмә тоққуз йешида Тәраһни тапти. 25Кейин у йәнә бир йүз он тоққуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.

26Тәраһ йәтмиш жил өмүр сүрүп, Ибрам, Наһор вә Һаранларни тапти.

Тәраһниң әвлатлири

27Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: Тәраһ Ибрам, Наһор вә Һаранларни тапти. Һаран болса, Лутни тапти. 28Һаран калданиларниң зимини болған өз жути Ур шәһиридә атиси Тәраһтин бурун аләмдин өтти. 29Ибрам Сараһқа өйләнди, Наһор болса Һаранниң қизи Милкаға өйләнди. Һаранниң йәнә Искаһ дегән балисиму бар еди. 30Сараһ туғмас болғачқа, пәрзәнт көрмигән еди.

31Тәраһ оғли Ибрамни, нәвриси Лутни (Һаранниң оғли) вә келини, йәни Ибрамниң аяли Сараһни елип, калданиларниң зимини болған Ур шәһирини қалдуруп, Қанан дегән районға кәтмәкчи еди. Бирақ улар Һаран дегән шәһәргә кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди. 32Тәраһ икки йүз бәш жил өмүр сүрүп, Һаранда аләмдин өтти.



*9. Бабил — ибраний тилидики «қалаймиқанчилиқ» дегән сөз билән аһаңдаш.



 

12

Худаниң Ибраһимни таллиши

1Пәрвәрдигар Ибрамға* мундақ деди:

— Сән жутуңдин чиқип, атаң вә башқа уруқ-җамаитиңдин айрилип, Мән көрсәтмәкчи болған йәргә барғин.

2«Мән сениң уруқ-әвладиңни көпәйтип,

Уларни бир чоң хәлиқ қилимән.

Мән саңа бәхит ата қилип, намиңни улуқ қилимән.

Шундақ қилип, кишиләр сән арқилиқ бәхит тапиду.

3Саңа бәхит тилигәнләргә бәхит ата қилимән,

Саңа ләнәт ейтқанларға ләнәт яғдуримән.

Сән арқилиқ һәммә милләтләргә бәхит ата қилимән!»

4Ибрам йәтмиш бәш йешида Пәрвәрдигарниң йол-йоруғи билән Һаран шәһиридин кәтти, Лутму униң билән биллә кәтти. 5Ибрам аяли Сараһ билән җийәни Лутни вә өзлириниң Һаран шәһиридә тапқан байлиғи вә қуллирини елип, Қанан райониға қарап йол алди. Улар Қанан тәвәсигә киргәндин кейин, 6сәпирини давамлаштуруп, Шәкәм шәһиригә йеқин Морәһ дегән җайдики чоң бир емән дәриғиниң йениға кәлди. У чағда қананлиқлар шу зиминда яшавататти.

7Пәрвәрдигар Ибрамға көрүнүп, униңға:

— Мана бу зиминни сениң әвладиңға тәғдим қилимән, — деди.

Шуңа Ибрам у йәрдә өзигә көрүнгән Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписини ясап, ибадәт қилди. 8Кейин у җәнупқа йөткилип, Бәйтәл шәһириниң шәрқидики тағлиқ районға барди. Ғәрип тәрипи Бәйтәлгә, шәриқ тәрипи Ай дегән җайға тутишидиған бу җайға орунлишип, у йәрдиму бир қурванлиқ суписини ясап, Пәрвәр­дигарға ибадәт қилди. 9Кейин у аста-аста Қананниң җәнуби­дики Негиб райониға йөткәлди.

Ибрамниң Мисирға бериши

10Қананда ачарчилиқ йүз берип, әһвал интайин еғир еди. Шуниң үчүн Ибрам Мисирға берип, у йәрдә вақитлиқ турмақчи болди. 11Улар Мисирға киришкә аз қалғанда, Ибрам аяли Сараһқа:

— Сән бир гөзәл аял. 12Мисирлиқлар сени көрсә, җәзмән мениң аялим екәнлигиңни билип, сени һаят қалдуруп, мени өлтүрүветиду. 13Сән уларға өзәңни мениң сиңлим дегин. Шундақ десәң, улар сени дәп, мени өлтүрмәй, маңа яхши муамилә қилиду, — деди.

14Ибрам Мисирға киргән вақтида, мисирлиқлар дәрвәқә униң аялиниң гөзәллигини байқиди. 15Ордидики бир нәччә әмәлдар уни көрүп, падиша алдида униң гөзәллигини тәриплигән еди. Шуниң билән Сараһ ордиға елип кирилди.

16Падиша Сараһниң сәвәвидин Ибрамға яхши муамилә қилди. Униңға нурғун кала, қой, ешәк, төгә вә әр-аял қулларни соға қилди. 17Лекин падиша Ибрамниң аяли Сараһни елип кәткәнлиги үчүн, Пәрвәрдигар падишаға вә униң ордисидикиләргә апәт яғдурди. Улар қорқунучлуқ кесәлгә гириптар болди. 18Буни сәзгән падиша Ибрамни чақиртип, униңға:

— Бу маңа немә қилғиниң? Немишкә Сараһниң өз аялиң екәнлигини ейтмидиң? 19Немишкә уни сиңлим дедиң? Шундақ дегиниңни аңлап, мән уни алдим. Аялиң мана! Уни елип кәт! — деди.

20Буниң билән падиша өз әмәлдарлириға Ибрамни чегаридин чиқириветишкә әмир қилди. Улар уни аяли вә униңға мәнсүп болған һәммә нәрсилири билән қошуп йолға салди.



*1. Ибрам — Худа кейин «Ибраһим» дәп исим қойған пәйғәмбәр.



 

13

Ибрам билән Лутниң айрилип кетиши

1Ибрам аяли вә өзигә мәнсүп болған һәммә нәрсилирини елип, Мисирдин чиқип, Қананниң җәнубидики Негиб райониға барди. Лутму униң билән биллә барди. 2Ибрам бай болуп, униң нурғун мал-варанлири вә алтун-күмүчлири бар еди. 3Кейин у Негиб районидин кетип, аста-аста шималға йөткилип, Бәйтәл шәһиригә қайта барди. У Бәйтәл билән Ай шәһириниң арилиғиға, йәни тунҗа қетим орунлишип, 4қурванлиқ суписини ясиған йәргә қайтип келип, у йәрдә Пәрвәрдигарға ибадәт қилди.

5Ибрам билән маңған Лутниңму мал-варанлири вә қуллири көп еди. 6Бу икки аилиниң падилири бәк көп болғачқа, отлақлар йетиш­мәй қалған еди. 7Шуңа Ибрамниң падичилири билән Лутниң падичи­лири арисида талаш-тартиш чиқип қалди. (У чағда қананлиқлар билән пәризиләр йәнила Қанан районида туратти.)

8Шуңа Ибрам Лутқа:

— Биз болсақ уруқ-туққан, аримизда вә падичилиримизниң арисида талаш-тартиш чиқмисун. 9Айрилип яшайли. Мана. Пүтүн зимин сениң алдиңда турупту. Халиған йәрни талла! Оң тәрәпни таллисаң, сол тәрәп маңа қалсун, сол тәрәпни таллисаң, оң тәрәп маңа қалсун, — деди.

10Лут төрт тәрәпкә нәзәр селип, Иордан дәрия вадисидин Зоарғичә созулған кәң түзләңликни көрди. Бу түзләңликниң сүйи мол болуп, худди Ерәм баққа вә Мисирниң йәрлиригә охшатти. (У чағда Пәрвәрдигар Содом билән Гомора шәһәрлирини техи харабиликкә айландурмиған еди.)

11Шуңа Лут у йәрни таллап, шәриқ тәрәпкә йөткәлди. У иккиси мана шундақ айрилди. 12Ибрам Қананда олтирақлишип қалди. Лут Иордан дәрия вадисидики шәһәрләргә йеқинлишип, Содом шәһириниң әтрапида чедир тикип орунлашти. 13Содомлуқлар яманлиққа толған болуп, Пәрвәрдигарниң нәзәридә улар еғир гунакарлар еди.

Ибрамниң Һибронға көчүши

14Лут Ибрамдин айрилип кәткәндин кейин, Пәрвәрдигар Ибрамға:

— Сән турған җайиңдин шәриқ, ғәрип, җәнуп вә шимал тәрәп­ләргә қарап бақ. 15Сән көрүватқан бу зиминларни саңа вә сениң әвлат­лириңға тәғдим қилимән. Бу зимин мәңгү силәргә мәнсүп. 16Мән сениң әвлатлириңни һәдди-һесапсиз көпәйтимән. Йәр йүзидики қумни һеч ким саналмиғанға охшаш, уларниң саниниму һеч ким саналмайду. 17Орнуңдин тур. Бу зиминни кезип чиқ, Мән уни саңа тәғдим қилдим! — деди.

18Буниң билән Ибрам чедирлирини жиғиштуруп, Һиброн шәһиригә йеқин Мамрәдики емән дәрәқлигиниң йенида олтирақлишип, у йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурванлиқ суписини ясиди.


14

Ибрамниң Лутни қутқузуши

1Шу күнләрдә Бабилон беги Амрафил, Елласар беги Арйок, Елам беги Кедорлавмар, Гойим беги Тидал қатарлиқ төрт бәг бирлишип, 2Содом беги Бәра, Гомора беги Бирша, Адма беги Шинап, Сибоим беги Шәмәбәр вә Бела (Зоар дәпму атилиду) беги қатарлиқ бәш бәг билән җәң қилишқа чиқти. 3Бу бәш бәг қошунлирини бирләштүрүп, Сиддим вадисиға жиғди. (Сиддим вадиси һазирқи «Өлүк деңиз» вадисидур.) 4Улар он икки жил Кедорлавмар бегиниң һөкүмранлиғида болуп, он үчинчи жилға кәлгәндә, униңға қарши исиян көтәргән еди.

5Шуңа он төртинчи жили Кедорлавмар бәг өзиниң вә иттипақдаш бәгләрниң қошунлирини башлап берип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рефаларни йәңди. Кейин Һам дегән йәрдә зузларни вә Шава-Кирятаим түзләңлигидә емларниң һәммисини тар-мар қилди. 6Сәир тағлиқ районида яшаватқан һоритларниму чөл бойидики Әл-Паранғичә қоғлап берип, тар-мар қилди. 7Арқидинла улар Ен-Мишпат, йәни Кадешқа қайтип, амаләкләрниң пүтүн зиминини бесивелип, Һазазун-Тамарда яшаватқан аморларниму тар-мар қилди.

8Буниң билән Содом, Гомора, Адма, Сибоим вә Бела, йәни Зоар қатарлиқ бәш бәгликниң бәглири бирләшмә қошунини башлап, Сиддим вадисиға җәң қилишқа чиқти. 9Улар Елам шәһириниң беги Кедорлавмар, Гойимниң беги Тидал, Бабилонниң беги Амрафил вә Елласарниң беги Арйоктин ибарәт төрт бәг билән җәң қилди. 10Сиддим вадисиниң һәммә йеридә қара май билән толған көлчәкләр бар еди. Содом беги билән Гомора беги қачқан вақтида, қошунлириниң бир қисми көлчәкләргә чүшүп кетип, қалғанлири таққа қечип кәтти.

11Төрт бәг Содом билән Гомораниң пүтүн байлиқ вә ашлиқ-түлүк­лирини булаң-талаң қилип кәтти. 12У чағда Ибрамниң җийәни Лут Содомда туратти. Улар униму мал-мүлүклири билән қошуп булап кәтти.

13Лекин қутулуп қалған бир киши бу ишларни ибраний* болған Ибрамға мәлум қилди. У чағда Ибрам амор қәбилисидин Мамрә исимлиқ бир кишиниң емән дәрәқлигиниң йенида туратти. Мамрә вә икки иниси — Әшкол вә Анир Ибрамниң иттипақдашлири еди.

14Ибрам җийәни Лутниң әсиргә чүшүп қалғанлиғини аңлап, өз адәмлиридин үч йүз он сәккиз нәпәр җәңчини чақирип, төрт бәгни Дан дегән җайғичә қоғлап барди. 15-16У йәрдә җәңчиләрни бир қанчә қисимға бөлүп, кечиси һуҗум қилип, дүшмәнни мәғлуп қилди. Уларни Дәмәшқниң шималидики Хоба дегән җайғичә қоғлап, булап кәткән һәммә мал-мүлүкни тартивелип, өз җийәни Лутни вә униң пүтүн байлиқлирини, хотун-қизлирини вә башқиму әсиргә чүшкән адәмлирини қайтуруп алди.

Малкисидиқниң Ибрамға бәхит тилиши

17Ибрам Кедорлавмар вә униң билән иттипақдаш һәр қайси бәгләрни мәғлуп қилип, ғалибә билән қайтип кәлгәндә, Содом беги уни қарши елиш үчүн Шава вадисиға (Хан вадиси дәпму атилиду) чиқти.

18Улуқ Худаниң роһанийи һәм Салимниң беги Малкисидиқму нан вә шарап елип, Ибрамниң алдиға чиқип, 19униңға бәхит тиләп:

«Пүтүн аләмниң Яратқучиси болған улуқ Худа Ибрамни бәхитлик қилғай!

20Сени дүшминиң үстидин ғалибә қилдурған улуқ Худа мәдһийиләнгәй!» деди.

Ибрам олҗа алған нәрсиләрниң ондин бирини Малкисидиққа тәғдим қилди. 21Содом беги Ибрамға:

— Олҗиларниң һәммиси саңа мәнсүп, лекин адәмлиримни қайту­руп бәр! — деди.

22Ибрам униңға:

— Пүтүн аләмниң Яратқучиси болған Пәрвәрдигар улуқ Худа алдида қәсәм қилимәнки, 23мән сениң һәр қандақ нәрсәңни, һәтта бир тал жипиңни яки кәшәңниң боқучиниму алмаймән. Болмиса, сән кейин: «Мән Ибрамни бай қилип қойдум!» дейиштин янмайсән.

24Шуниң үчүн адәмлиримниң йегининила һесаплаймән. Униңдин башқа һеч немини алмаймән. Лекин мениң иттипақдашлирим Анир, Әшкол вә Мамрәләргә олҗилардин тегишлигини айрип бәрсәң болди, — деди.



*13. Ибраний — қедимки йәһудийларни, йәни исраилларни көрситиду.



 

15

Худаниң Ибрам билән келишим түзүши

1Бу вақиәләрдин кейин Пәрвәрдигар Ибрамға көрүнүп, униңға:

— Ибрам, қорқма! Мән саңа қалқан болуп, наһайити зор сийлиқ беримән, — деди.

2Лекин Ибрам:

— Әй Егәм Худа, мениң пәрзәндим болмиса, Сениң бәрмәкчи болған сийлиғиңниң пайдиси немә? Мениң бирдин-бир мирасхорум Дәмәшқтин кәлгән чакирим Елийәзәр болиду. 3Сән маңа пәрзәнт бәрмидиң, шуңа мениң тәәллуқатимға чакирим мирасхор болиду, — дәп җавап бәрди.

4Арқидинла у Пәрвәрдигарниң өзигә йәнә:

— Чакириң Елийәзәр сениң мирасхоруң болмайду, пәқәт өзәңдин болған оғулла мирасхоруң болиду, — дегәнлигини аңлиди.

5Шуниңдин кейин Худа уни ташқириға елип чиқип, униңға:

— Асманға қарап, юлтузларни саналайдиған болсаң санап бақ, сениң әвладиң әйнә шу юлтузлардәк сан-санақсиз көп болиду! — деди.

6Ибрам Пәрвәрдигарниң сөзлиригә ишәнди. Пәрвәрдигар униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди.

7Пәрвәрдигар униңға йәнә:

— Сени бу зиминға егә қилиш үчүн, сени калданиларниң зимини болған Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигариң Мән болимән, — деди.

8Лекин Ибрам:

— Әй Егәм Худа, мән бу зиминға җәзмән егә болидиғанлиғимни немидин билимән? — дәп сориди.

9Пәрвәрдигар униңға:

— Сән үч яшлиқ кала, өшкә, қошқардин һәм пахтәк вә яш кәптәр­дин бирдин елип, Мениң алдимға кәлгин, — дәп җавап бәрди.

10Ибрам бу һайванларни Худаниң алдиға апирип, қушлардин башқисиниң қарнини йерип икки парчә қилди. Гөшләрни икки тәрәпкә қатар қилип тизди. 11Қузғунлар учушуп келип, гөшләргә қонғанда, Ибрам уларни қоғлавәтти. 12Күн патқанда, Ибрам уйқиға кәтти. Чүшидә уни қорқунучлуқ қараңғулуқ басти. 13Пәрвәрдигар униңға мундақ деди:

— Шуни билип қойғинки, сениң әвлатлириң башқа бир дөләттә мусапир болиду. Шу дөләттики кишиләргә қул болуп, төрт йүз жил улар тәрипидин азап чекиду. 14Лекин Мән уларни қул қилғучи хәлиқни чоқум җазалаймән. Улар у дөләттин қайтқинида, нурғун байлиқларни елип келиду. 15Сән болсаң узақ өмүр сүрүп, әҗдатлириң­ниң қешиға кетисән. 16Сениң әвлатлириң бу йәргә қайтип кәлгичә, бу йәрдә төрт әвлат өтүп кетиду. Чүнки бу йәрдә туруватқан аморлар­ниң гуналири чекигә йәтмигичә, уларни бир тәрәп қилмаймән.

17Күн петип қараңғу чүшкәндин кейин, ис чиқип турған очақ вә йенип турған мәшъәл туюқсиз пәйда болуп, һелиқи икки қатар гөшниң оттурисидин өтүп кәтти. 18-19Мана шу чағда Пәрвәрдигар Ибрам билән келишим түзүп, мундақ деди:

— Мән Мисир чегарисидин таки Фират дәриясиғичә созулған бу зиминниң һәммисини сениң әвлатлириңға тәғдим қилдим. Бу зимин кенлар, кенизләр, кадмонлар, 20хитлар, пәризиләр, рефалар, 21аморлар, қананлар, гиргашлар вә йәбуслар дәп тонулған хәлиқләрниң зиминлириниң һәммисини өз ичигә алиду.


16

Исмаилниң туғулуши

1Ибрамниң аяли Сараһ туғмас еди. Бирақ униң Һәҗәр исимлиқ мисирлиқ бир қиз хизмәткари бар еди. 2Сараһ Ибрамға:

— Пәрвәрдигар мени туғмас яритипту, әнди сиз мениң қиз хизмәт­карим билән бир ястуққа баш қоюң! Бәлким у маңа бир оғул туғуп берәр, — деди.

Ибрам Сараһниң бу сөзигә қошулди. 3Шуниң билән Сараһ Һәҗәрни Ибрамға кичик хотунлуққа бәрди. (Бу вақиә Ибрам Қананда он жил турғанда йүз бәрди.) 4Ибрам Һәҗәр билән биллә болғандин кейин, Һәҗәр һамилдар болуп қалди. У өзиниң һамилдар болғанлиғини сезип, мәғрурлинип, Сараһни көзгә илмайдиған болуп қалди.

5Сараһ Ибрамға:

— Һәммини қилған сән! Мән Һәҗәрни саңа қошуп қойған. Әндиликтә у өзиниң һамилдарлиғини билипла, мени көзгә илмай­диған болувалди. Сениң яки мениң тоғра екәнлигигә Пәрвәрдигар Өзи һөкүм қилсун! — деди.

6Ибрам:

— У сениң хизмәткариң, у сениң илкиңдә. Униңға қандақ муамилә қилиш сениң ихтияриң, — дәп җавап бәрди.

Буниң билән Сараһ Һәҗәрни бозәк қилди, шуңа Һәҗәр Ибрамниң өйидин қечип кәтти.

7Периштәниң қияпитидә көрүнгән Пәрвәрдигар* Һәҗәрни чөлдики бир булақниң йенида көрди. Булақ Шур дегән йәргә баридиған йолниң бойида еди. 8Периштә униңдин:

— Әй Сараһниң хизмәткари Һәҗәр, сән қәйәрдин кәлдиң? Нәгә кетиватисән? — дәп сориди.

— Мән аял ғоҗайиним Сараһниң йенидин қечип чиқтим, — дәп җавап бәрди Һәҗәр.

9Периштә униңға:

— Сән аял ғоҗайиниңниң йениға қайтип берип, униңға бойсун­ғин, — деди.

10Периштә йәнә мундақ деди:

— Мән сениң әвладиңни шундақ көпәйтимәнки, уларни һеч ким саналмайдиған қилимән. 11Сән һамилдар болуп, бир оғул туғисән, исмини Исмаил* қойғин, чүнки сениң дат-пәриядиң Пәрвәрдигарға йәтти. 12Сениң оғлуңниң мүҗәзи бир явайи ешәккә охшайду. Һәммә йәргә берип кишиләр билән җедәл чиқириду. Кишиләрму униңға қаршилиқ көрситиду. У туққанлириға өчмәнлик қилип яшайду.

13Һәҗәр өз-өзигә: «Мән расттинла маңа ғәмхорлуқ қилған Худани көрдүм!» деди. Шуниң билән у өзигә сөз қилған Пәрвәрдигарни «Ел-роа»* дәп атиди. 14Шуңа кишиләр у булаққа Беер-лаһайрой* дәп нам қойди. Бу булақ һазирму Кадеш билән Бәрәд шәһириниң оттурисидидур.

15Һәҗәр Ибрамға бир оғул туғуп бәрди. Ибрам униңға Исмаил дәп ат қойди. 16У чағда Ибрам сәксән алтә яшта еди.



*7. Сөзму-сөз тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң периштәси» болуп, Тәвратта бу көп вақитларда периштә қияпитидә көрүнгән Худаниң Өзини көрситиду.

*11. «Исмаил» — «Аңлиғучи Худа» дегән мәнани билдүриду.

*13. «Ел-роа» — «мени көргүчи Худа» дегән мәнани билдүриду.

*14. «Беер-лаһайрой» — «мени көргүчи Худаниң булиғи» дегән мәнани билдүриду.



 

17

Қедимки келишимниң бәлгүси — хәтнә

1Ибрам тохсән тоққуз яшқа кәлгәндә, Пәрвәрдигар униңға көрүнүп:

— Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән давамлиқ мениң йолумда меңип, әйипсиз адәм бол. 2Мән сән билән түзгән келишимимдә чиң туруп, сени көп әвлатлиқ қилимән, — деди.

3Ибрам йәргә баш қойди. Худа униңға мундақ деди:

4— Мениң сән билән түзгән келишимим мундақ: Сән нурғун мил­ләтләр­ниң атиси болисән. 5Һазирдин башлап сениң исмиң Ибрам әмәс, Ибраһим* болсун, чүнки Мән сени нурғун милләтләрниң атиси қилимән. 6Мән саңа көп әвлатларни беримән. Уларниң арисидин йеңи хәлиқ вә падишаларму чиқиду. 7Мән сән вә кәлгүсидики әвлатлириң билән түзгән мәңгүлүк келишимимдә туримән. Мән сениң вә әвлатлириңниң Худасидурмән. 8Сән һазир Қананда мусапир болуп яшаватисән. Амма бу пүтүн зиминни саңа вә сениң әвлатлириңға тәғдим қилдим. У сениң әвлатлириңға мәңгү мирас болсун. Мән уларниңму Худасидурмән!

9Худа йәнә мундақ деди:

— Әнди сән вә сениң әвлатлириңму Мениң келишимимдә чиң турушуңлар керәк. 10Силәрниң араңлардики һәр қандақ әр киши хәтнә қилиниши керәк. Мана бу Мениң сән вә сениң әвлатлириң билән түзгән келишимимдур. 11-12Һазирдин башлап, силәр барлиқ оғул бовақлириңларни, мәйли өйүңларда туғулған яки чәт әлликләрдин сетивалған қуллириңлар туққан болсун, уларни туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилишиңлар керәк. Хәтнә қилиш — аримизда түзгән келишимниң бәлгүси болуп қалсун. 13Һәммә әрләрниң хәтнисини қилишиңлар керәк. Силәрниң тениңлардики бәлгү — аримиздики түзгән мәңгүлүк келишимимниң бәлгүси болуп қалсун. 14Хәтнә қилинмиған әрни хәлқим қатаридин чиқириветимән. Ундақ киши Мениң келишимимни бузған болиду.

15Буниңдин башқа Худа Ибраһимға мундақ деди:

— Сениң аялиң Сараһниң исми һазирдин башлап Сарә* болсун. 16Мән униңға бәхит ата қилип, униңдин саңа бир оғул тәғдим қилимән. Сарә нурғун милләтләрниң аниси болиду вә униң әвлатли­ридин падишаларму чиқиду.

17Ибраһим йәргә баш қоюп, күлүп, көңлидә: «Йүз яшлиқ бовай қандақму пәрзәнт көрәлисун?! Сарә болса тохсән яшқа киргән турса, қандақму һамилдар болалисун?» дәп ойлиди 18вә Худаға:

— Исмаилни бәхиткә ериштүрсәң болдиғу! — деди.

19Лекин Худа мундақ деди:

— Яқ, Һәҗәр әмәс, аялиң Сарә саңа бир оғул туғуп бериду. Униң исмини Исһақ* қой. Мән униң вә униң әвлатлири биләнму мәңгүлүк келишимимдә чиң туримән. 20Исмаилға кәлсәк, у тоғриси­дики тәливиңниму аңлидим. Мән униңға бәхит ата қилип, униң нәслини наһайити көпәйтимән. У он икки падишаниң атиси болиду. Мән униң әвлатлирини улуқ бир милләткә айландуримән. 21Бирақ Мениң келишимим болса, келәр жили мошу вақитта Сарә саңа туғуп беридиған оғул — Исһақ билән бағлинишлиқтур.

22Худа Ибраһимға бу сөзләрни қилип болуп, униң йенидин кәтти.

23Мана шу күни Ибраһим Худаниң әмригә әмәл қилип, оғли Исмаил вә аилисидики һәммә әрләрни, җүмлидин аилисидә туғулған вә сетивалған қулларни хәтнә қилдурди. 24Ибраһим хәтнә қилинғанда, тохсән тоққуз яшта, 25Исмаил хәтнә қилинғанда, он үч яшта еди. 26-27Иккиси, аилисидики һәммә әрләр, җүмлидин аилисидә туғулған вә чәт әлликләрдин сетивелинған қуллар билән биллә шу күн ичидә хәтнә қилинди.



*5. Ибраһим — «нурғун әвлатларниң атиси» дегән мәнани билдүриду.

*15. Сарә — «аял шаһзадә» дегән мәнани билдүриду.

*19. Исһақ — «күлкә» дегән мәнани билдүриду.



 

18

Асмандин чүшкән үч меһман

1Кейин Пәрвәрдигар Мамрәдики емән дәрәқлигидә Ибраһим­ға қайта көрүнди. Күн тикләшкән вақитта Ибраһим чедириниң ишиги алдида олтиратти. 2У бешини көтирип қариведи, удулида үч кишиниң өрә турғанлиғини көрдидә, шу һаман уларниң алдиға жүгрәп берип, йәргә иңишип, тазим қилип, 3уларға:

— Җанаплар, еғир көрмисәңлар өйүмизгә кирип, меһман болуп қайтқайсиләр. 4Һәр қайсиңлар дәрәқ сайисидә дәм елип турғайсиләр, мән пут-қоллириңларни жуюшқа су, 5ғизалинишиңларға бир аз йемәклик елип келәй. Арам елип, йолуңларни давамлаштурғайсиләр. Кәлгәнлигиңлардин хошал болдум, — деди.

— Рәхмәт, ейтқиниңизчә болсун, — дәп җавап қайтурушти улар.

6Ибраһим дәрһал чедириға жүгрәп кирип, Сарәгә:

— Дәрһал бир халта әң яхши ундин нан пишарғин! — деди.

7Арқидинла у йәнә кала падилириниң ичигә кирип, семиз бир топақни таллап, чакириға тапшурди. У дәрһал топақни союп тәйярлиди. 8-9Андин Ибраһим қаймақ, сүт вә гөшни үч меһманниң алдиға қойди. Өзи болса, уларниң хизмитидә болуш үчүн дәрәқ сайисидә күтүп турди. Тамақ йәватқанда, улар Ибраһимдин:

— Аялиң Сарә қәйәрдә? — дәп сориди.

— Чедирда, — дәп җавап бәрди у.

10Меһман сияқидики Пәрвәрдигар униңға:

— Келәр жили бу чағда Мән чоқум қайтип келимән. Шу чағда аялиң Сарә бир оғулға ана болиду, — деди.

Сарә уларниң кәйнидики чедир ағзида уларниң сөзлирини аңлап туратти.

11У чағда Ибраһим билән Сарә иккилиси қерип қалған еди. Сарәниң адәт көрүшиму тохтап кәткән еди. 12Шуңа Сарә ичидә күлүп, өз-өзигә: «Мән қерип қалдим, еримму қерип қалған турса, әнди маңа бундақ хошаллиқ қәйәрдин кәлсун?!» деди.

13Шуңа Пәрвәрдигар Ибраһимға:

— Сарә немишкә күлүп туруп, өз-өзигә: «Мән шунчә қерип кәткән турсам, қандақму һамилдар болалай?!» дәйду? 14Пәрвәрдигар қилалмайдиған иш йоқ әмәсму! Ейтқинимдәк, келәр жили дәл мошу чағда қайтип келимән. У чағда Сарә чоқум бир оғулға ана болиду,—деди.

15Сарә қорқуп:

— Мән күлмидим! — дәп танди.

— Яқ, сән расттинла күлдүң, — деди Пәрвәрдигар.

Ибраһимниң Худадин Содом шәһири һәққидә ялвуруши

16Асмандин чүшкән бу меһманлар у йәрдин кетип, Содом шәһири тәрәпкә йүзләнди. Ибраһимму уларни узитиш үчүн биллә маңди.

17Пәрвәрдигар Өз-өзигә мундақ деди: «Мән қилидиған ишимни Ибраһимдин йошурсам болмайду. 18Чүнки униң әвлатлири чоқум улуқ вә күч-қудрәтлик бир хәлиқ болиду. Мән у арқилиқ дуниядики һәммә хәлиқләргә бәхит ата қилимән. 19Мән уни өз балилири вә әвлатлириға Мениң йолумни тутушни, дурус вә һәққаний болушни буйрисун, дәп таллидим. Шундақ қилса, Мәнму униңға бәргән вәдәм бойичә һәммә ишни қилип беримән».

20Шуниң билән Пәрвәрдигар:

— Мән Содом билән Гомора шәһиридикиләрниң һәддидин ашқан гуналири үстидин қилинған еғир әризиләрни аңлидим. 21Мән чоқум чүшүп, аңлиғанлиримниң әмәлият яки әмәслигини Өз көзүм билән көрмәкчимән, — деди.

22Андин кейин икки киши Содомға кетип қалди, бирақ Пәрвәр­дигар болса, Ибраһимниң қешида қалди.

23Ибраһим Униңға йеқинлишип:

— Сән расттин дурус кишиләрни гунакарлар билән қошуп һалак қиламсән? 24Әгәр шәһәрдә әллик дурус киши болса, Сән пүтүн шәһәрни харап қиламсән? Бу әллик адәмни қутқузувелиш үчүн шәһәрни сақлап қалмамсән? 25Сән чоқум дурус кишиләрни гунакарлар билән қошуп йоқатмайсән. Һәргиз ундақ қилмайсән! Ундақ қилсаң, дурус кишиләр гунакарлар билән биллә тәң җазаға учрайду. Бу мүмкин әмәс! Сән пүтүн аләмниң Сорақчисисән! Җәзмән адил һөкүм чиқирисән, — деди.

26Пәрвәрдигар униңға:

— Әгәр Содом шәһиридә әллик дурус киши тапалисам, улар үчүн пүтүн шәһәрни сақлап қалимән, — дәп җавап бәрди.

27Ибраһим йәнә мундақ деди:

— Әй Егәм! Башлиған екәнмән, давамлаштурай. Еғир көрмисәң, мәндәк бир аҗиз бәндәңниң жүрәклик һалда Сәндин йәнә соришиға рухсәт қилғайсән! 28Мабада шәһәрдә пәқәт қириқ бәш дурус киши болса, бәш киши кам болғанлиғи үчүн пүтүн шәһәрни харап қиламсән?

Пәрвәрдигар униңға:

— Әгәр қириқ бәш дурус киши тапалайдиған болсам, бу шәһәрни харап қилмаймән, — дәп җавап бәрди.

29Ибраһим йәнә:

— Әгәр пәқәт қириқ киши болсичу? — деди.

— Әгәр қириқ киши болсиму харап қилмаймән, — дәп җавап қайтурди Пәрвәрдигар.

30Ибраһим йәнә:

— Әй Егәм! Хапа болмисаң, Сәндин йәнә бир немә соримақчимән. Мабада оттуз киши болсичу? — дәп сориди.

— Әгәр оттуз киши тепилсиму, харап қилмаймән, — дәп җавап қайтурди Пәрвәрдигар.

31Ибраһим деди:

— Әй Егәм! Сәндин жүрәклик һалда йәнә соришимға рухсәт қилғайсән. Мабада жигирмә киши болсичу?

— Әгәр жигирмә киши тепилса, Мән йәнила харап қилмаймән, — дәп җавап қайтурди Пәрвәрдигар.

32Әң ахирида Ибраһим:

— Әй Егәм! Хапа болмай, йәнә бир қетим соришимға рухсәт қилғайсән! Әгәр пәқәт он киши тепилсичу? — дәп сориди.

— Пәқәт он дурус киши болған тәғдирдиму, Мән бу шәһәрни харап қилмаймән, — дәп җавап қайтурди Пәрвәрдигар.

33Пәрвәрдигар Ибраһим билән сөзлишип болғандин кейин, кетип қалди. Ибраһим болса, өйигә қайтип кәтти.


19

Содом шәһиридикиләрниң яманлиғи

1Шу күни ахшими һелиқи икки периштә Содомға кәлди. Бу вақитта Лут шәһәр дәрвазисиниң алдида олтиратти. Лут уларни көрүпла, орнидин туруп, уларниң алдиға берип, тазим қилип:

2— Җанаплар, бизниң өйгә мәрһәмәт қилип, дәстихинимға ортақ болғайсиләр. Пут-қоллириңларни жуюп, бирәр кечә һадуқ елип, әтә сәһәрдә йолуңларға раван болсаңларму болар, — деди.

Лекин улар:

— Яқ, биз кечини кочида өткүзимиз, — дәп җавап беришти.

3Лекин Лут бәк чиң турувалғачқа, улар ахир Лутниң өйигә барди. Лут хизмәткарлириға петир нан пиширип, тамақларни меһманлар­ниң алдиға қоюшни буйриди. Тамақ тәйяр болғандин кейин, улар ғизаланди.

4Меһманлар техи ятмиған еди, Содомдики пүтүн қери-яш әрләр келип Лутниң өйини қоршавалди. 5Улар Лутни чақирип, униңға:

— Бүгүн кәчтә силәрниң өйгә чүшкән кишиләр қени? Уларни елип чиқ! Биз улар билән җинсий мунасивәт қилмақчимиз, — деди.

6Лут сиртқа чиқип, ишикни тақаветип, 7уларға:

— Бурадәрләр, бундақ яман ишни қилмаңлар! 8Қараңлар, мениң техи әргә тәгмигән икки қизим бар. Уларни силәргә чиқирип берәй, уларни немә қилсаңлар қилиңлар, лекин бу икки кишигә һәргиз тәгмәңлар. Улар мениң өйүмгә кәлгән екән, мениң меһминим болиду, шуңа мән уларни қоғдишим керәк! — деди.

9Лекин улар:

— Йоқал! Сән техи ят жуттин келип, бизгә уни қил, буни қил дегидәк қанчилик адәм сән? Көздин йоқал! Болмиса, көргүлүгүңни улардинму еғир көрисән, — дейишип, Лутни иштириветип, бастуруп келип, ишикни бузуп кирмәкчи болди. 10Лекин һелиқи икки периштә қолини созуп, Лутни өйниң ичигә әкиривелип, ишикни тақавалди. 11Андин улар ташқиридики әрләрниң көзлирини кор қилип, ишикни тапалмайдиған қилип қойди.

Лутниң Содомдин қечиши

12Андин һелиқи икки периштә Лутқа:

— Сениң бу шәһәрдә башқа туққанлириң барму? Оғул-қизлириң, күйоғуллириң яки башқа туққанлириң бар болса, улар бу йәрдин дәрһал чиқип кәтсун. 13Чүнки биз бу шәһәрни харабиликкә айлан­дуруветимиз. Бу йәр үстидин қилинған еғир әризиләр Пәрвәрдигарға йәтти. Шуңа У бизни бу шәһәрни харабиликкә айландуруветишкә әвәтти, — деди.

14Шуниң билән Лут ташқириға чиқип, қизлириниң лайиқлириниң алдиға берип, уларға:

— Силәр бу йәрдин дәрһал кетиңлар, чүнки Пәрвәрдигар бу шәһәрни харабиликкә айландурувәтмәкчи, — деди. Лекин улар уни чақчақ қиливатиду, дәп ойлашти.

15Таң атқанда периштәләр Лутни алдиритип:

— Дәрһал аялиң билән икки қизиңни елип, бу йәрдин чиқип кәт! Болмиса, силәрму бу шәһәр билән тәң һалак болисиләр, — деди.

16Лут йәнила иккилинип туратти. Лекин Пәрвәрдигар униңға рәһим қилғачқа, һелиқи икки периштә Лутниң, аялиниң вә икки қизиниң қоллирини тутуп, уларни йетәкләп, шәһәрдин чиқирип қойди.

17Шәһәрдин чиқиш биләнла, периштәләрдин бири:

— Силәр җениңларни сақлап қелиш үчүн қечиңлар! Кәйниңларға қаримаңлар, таққа йәткичә түзләңликтә тохтимаңлар! Болмиса, өлүп кетисиләр, — деди.

18Лекин Лут:

— Җанаплири, ундақ болмиғай! 19Силәр маңа ич ағритип, шапаәт қилип, җенимни қутқузған екәнсиләр, бизни унчә жирақ йәргә әвәтмәң­лар. У тағ бәк жирақ екән, бәлким мән у йәргә йетип бармай туруп­ла, балаю-апәткә учрап, тирик қалмасмәнмикин. 20Әву кичик шәһәрни көрдүңларму? Бу йәрдин анчә жирақ әмәс, у йәргә қечишимға иҗазәт бериңлар. У кичик бир йәр екән, мән шу йәрдә аман қалай! — деди.

21Периштә мундақ җавап бәрди:

— Мақул! Саңа рухсәт қилдим. У кичик шәһәрни харабиликкә айландурмай қояй. 22Чапсанирақ қач! Чүнки сән у йәргә йетип бармиғичә, Содомни вәйран қилалмаймән!

Бу шәһәр кичик болғачқа, Лут уни Зоар* дәп атиди.

Содом билән Гомора шәһәрлириниң вәйран қилиниши

23Лут Зоарға йетип барғичә, күн чиққан еди. 24Туюқсиз Пәрвәр­дигар Содом билән Гомора шәһәрлиригә асмандин от билән гуңгут­ни яғдурди. 25У бу икки шәһәрни, пүтүн түзләңликни вә пүтүн аһалини йәрдики гиялар билән қошуп харабиликкә айландуру­вәтти. 26У чағда Лутниң аяли кәйнигә бурулуп қариведи, шу петичә қетип, таштузға айлинип қалди.

27Әтиси таң сәһәрдә Ибраһим Пәрвәрдигар билән сөзләшкән йәргә барди. 28У Содом, Гомора вә пүтүн түзләңликкә нәзәр селип, йәр йүзидин хумдандики исқа охшаш ис-түтәкниң чиқиватқан­лиғини көрди. 29Бирақ Худа Лут яшиған түзләңликтики шәһәрләрни харабиликкә айландурғинида, Ибраһимниң тәливини есигә елип, Лутни қутқузди.

Лут вә униң қизлири

30Лут Зоар шәһиридә туруштин қорқти. Шуңа у икки қизини елип, таққа чиқип, өңкүрдә яшайдиған болди. 31Бир күни чоң қизи сиңлисиға:

— Атимиз қерип қалди. Бу йәрдә дуниядики қаидә-йосун бойичә бизни некайиға елип, пәрзәнт тапидиған әрму қалмиди. 32Атимизни мәс қилип қоюп, униң билән бир орунда йетип, униңдин пәрзәнт көрәйли. Шундақ қилсақ, әвлат қалдуралаймиз, — деди.

33У күни кечиси улар атисини мәс қилип қоюп, чоң қизи униң билән бир орунда ятти. Лут қаттиқ мәс болуп, йүз бәргән вақиәдин пүтүнләй хәвәрсиз еди.

34Әтиси чоң қизи сиңлисиға:

— Түнүгүн мән атам билән бир орунда яттим. Бүгүн ахшам уни йәнә мәс қилип қоюп, сән униң билән бир орунда ятқин. Шундақ қилип, һәр иккимиз атимиздин пәрзәнт көрүп, аилимизни давамлаш­турайли, — деди.

35Шуниң билән у күни кәчтә улар Лутни йәнә мәс қилип қоюп, кичик қизи униң билән бир орунда ятти. У йәнә қаттиқ мәс болғачқа, йүз бәргән иштин пүтүнләй хәвәрсиз еди. 36Шундақ қилип, Лутниң бу икки қизи өз атисидин һамилдар болуп қалди. 37Чоң қизи бир оғул туғуп, униң исмини Моаб* дәп қойди. У һазирқи моаблиқларниң атиси болди. 38Кичик қизиму бир оғул туғуп, униң исмини Бинамми* дәп қойди. У һазирқи аммонлуқларниң атиси болди.



*22. Зоар — «кичик» дегән мәнани билдүриду.

*37. Моаб — «атамдин» дегән сөз билән аһаңдаш.

*38. Бинамми — «хәлқимниң оғли» дегән мәнани билдүриду.



 

20

Ибраһим билән Абимәләк

1Ибраһим Мамрәдин Қананниң җәнубидики Негиб райониға йөткилип, мәлум вақит Кадеш билән Шур арилиғидики йәрдә олтарди. Кейин Гирарда турған вақтида, 2кишиләргә аяли Сарәни өзиниң сиңлиси, дәп ейтқан еди. Шуңа Гирар падишаси Абимәләк Сарәни ордисиға әкәлдүрди. 3Бир күни кечиси Худа Абимәләкниң чүшидә көрүнүп:

— Пат арида җениңни алимән! Чүнки сән әкәлгән бу аял башқа кишиниң аяли, — деди.

4Сарәгә йеқинлашмиған Абимәләк Худаға:

— Мән гунасиз турсам, Сән мени вә мениң хәлқимни һалак қиламсән? 5Ибраһим өзи бу аял мениң сиңлим, дегәнғу! Бу аялму Ибраһимни мениң акам, дегән әмәсму? Мән бу ишни пак вижданим вә инсавим билән қилдим! — деди.

6Андин Худа униңға мундақ җавап бәрди:

— Шундақ, сениң бу ишни пак вижданиң билән қилғанлиғиңни билимән. Шуниң үчүн Мениң алдимда гуна қилип қоймисун, дәп сени Сарәгә тегип қоюшуңдин тосидим. 7Әнди бу аялни Ибраһимға қайтуруп бәр. Ибраһим болса пәйғәмбәр. У саңа дуа қилиду, сән һаят қалисән. Лекин сени агаһландуруп қояйки, әгәр бу аялни еригә қайтуруп бәрмисәң, пүтүн хәлқиң билән қошулуп һалак болисән!

8Сәһәрдә Абимәләк һәммә әмәлдарлирини жиғип, йүз бәргән вақиәни уларға ейтти. Улар интайин қорқушуп кәтти. 9Абимәләк Ибраһимни чақиртип, униңдин:

— Бу немә қилғиниң? Сән мени вә мәмликитимни бундақ гуна қилдурғидәк, саңа немә яманлиқ қилдим? Сән маңа қилмайдиған ишни қилдиң! 10Немә үчүн бундақ қилдиң? — дәп сүрүштүрди.

11Ибраһим мундақ җавап қайтурди:

— Мән бу йәрниң адәмлирини Худадин қорқмайду, мени өлтүрүветип, аялимни булап кетиду, дәп ойлиған едим. 12Әмәлиятта униң мениң сиңлим екәнлиги раст, у ата бир, ана башқа сиңлим, кейин маңа некаланди. 13Худа мени жутумдин айрип, башқа жутларда мусапир болушқа чиқарғанда, мән униңға: Биз барғанла йәрдә, өзәңниң чин муһәббитиңни маңа көрситиш үчүн, мени «акам» дегин, дегән едим.

14Буниң билән падиша Абимәләк Сарәни Ибраһимға қайтуруп бәрди, шундақла униңға қой-кала, әр қуллар вә қиз хизмәткар­ларниму тәғдим қилди. 15У Ибраһимға:

— Қара, пүтүн зиминим алдиңда турупту. Сән қәйәрдә турушни халисаң, шу йәрдә туруп қал, — деди.

16У Сарәгиму:

— Мән сениң паклиғиңни көпчиликкә испатлаш үчүн, «акаң» Ибраһимға миң күмүч тәңгә тәғдим қилимән. Буниң билән сениң яман иш қилмиғанлиғиң һәммә кишигә аян болиду, — деди.

17-18Ибраһимниң аяли Сарә билән мунасивәтлик ишлар түпәйли­дин Пәрвәрдигар Абимәләкниң ордисидики аялларниң һәммисини туғмас қиливәткән еди. Шуңа Ибраһим Худаға дуа қилди. Худа падиша Абимәләкни, униң аяли вә кенизәклирини әслигә кәлтүрүп, уларни йәнә пәрзәнт көрәләйдиған қилди.


21

Исһақниң дунияға келиши

1Пәрвәрдигар Өзи вәдә қилғандәк, Сарәгә бәхит ата қилди. 2Сарә һамилдар болуп, Ибраһимниң қерип қалған вақтида бир оғул туғуп бәрди. Бала дәрвәқә Худа бәлгүлигән вақитта туғулди. 3Ибраһим униңға Исһақ* дәп ат қойди. 4Худа буйруғандәк, Исһақ туғулуп сәккизинчи күни Ибраһим униң хәтнисини қилди. 5Исһақ туғулған чағда, Ибраһим йүз яшта еди.

6Сарә өзигә: «Худа мени хурсән қилди. Бу ишни аңлиғанларму мән билән биллә хуш күлиду! 7Ким Сарәни өз балисини емитишкә муйәссәр болиду, дәп ойлиған? Шундақ болсиму, Ибраһимниң қериған вақтида, мән униңға бир оғул туғуп бәрдим!» деди.

Һәҗәр билән Исмаилниң қоғлиниши

8Бала аста-аста чоң болуп әмчәктин айрилған күни Ибраһим меһман чақирип, чоң зияпәт өткүзүп бәрди. 9Шу күни Сарә мисир­лиқ Һәҗәрниң оғли Исмаилниң Исһақни бозәк қиливатқан­лиғини көрди. 10Шуниң билән Сарә Ибраһимға:

— Сән бу хизмәткар аялни оғли билән қошуп һайдавәт! Чүнки хизмәткар аялниң оғли һәргиз мениң оғлум Исһақ билән мирасқа ортақ болуп қалмаслиғи керәк! — деди.

11Сарәниң бу гепи Ибраһимни интайин қайғуға салди, чүнки Исмаилму униң оғли еди. 12Лекин Худа Ибраһимға:

— Исмаил вә хизмәткариң Һәҗәрниң иши тоғрилиқ қайғурма. Сарәниң дегинидәк қил, чүнки Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң Исһақтин келип чиқиду. 13Һәҗәрниң оғлиға кәлсәк, Мән униңғиму нурғун пәрзәнт беримән. Улар бир милләткә айлиниду, чүнки уму сениң оғлуң, — деди.

14Әтиси сәһәрдә Ибраһим Һәҗәрниң мүрисигә нан билән бир тулум суни артип, ана-бала иккисини йолға селип қойди. Һәҗәр балиси билән у йәрдин чиқип, Бәәршәба чөлигә келип, у йәрдә адишип қалди.

15-16Сүйи түгәп қалғанда, Һәҗәр балисини чатқалниң сайисигә қоюп, өз-өзигә: «Оғлум өләй дәп қалди, мән қарап туруп баламниң өлүп кетишигә чидимаймән!» дәп, етилған бир оқ-я йәткидәк йәргә берип олтирип, дат-пәрият қилишқа башлиди.

17Балиниң жиға авази Худаға йәтти. Худаниң периштәси асман­дин Һәҗәргә:

— Әй Һәҗәр, сән немигә қайғурисән? Қорқма, балаңниң жиғиси Худаға йәтти. 18Орнуңдин туруп, балини қолуңға елип, униңға тәсәлла бәр. Мән униң әвладини улуқ бир хәлиқ қилимән, — деди.

19Арқидинла Худа Һәҗәрниң көзлирини нурландурди. Һәҗәр бир қудуқни көрди. У қудуқниң йениға берип, тулумға су толтуруп, балиниң уссизлиғини қандурди.

20Бала чоң болғичә, Худа униңға яр болди. У чөлдә яшап, уста мәргән болуп йетишти. 21У Паран чөлидә яшиди. Шу вақитларда аниси униңға Мисирдин бир қизни хотунлуққа елип бәрди.

Ибраһимниң падиша Абимәләк билән келишим түзүши

22У чағда Абимәләк өзиниң ләшкәр беши Фикол билән биллә Ибраһимниң йениға келип, униңға:

— Сениң қилған һәммә ишлириңда Худа саңа яр. 23Шуңа сән бу йәрдә Худаниң алдида маңа қәсәм қилип, вәдә бәр: мени, пәрзәнтлиримни вә әвлатлиримни һәргиз алдима. Мән әзәлдин саңа садиқ болғандәк, сәнму маңа, йәни өзәң мусапир болуп яшаватқан бу мәмликәткә садиқ бол, — деди.

24Ибраһим уларға:

— Қәсәм қилип, вәдә беримән, — дәп җавап бәрди.

25Андин Ибраһим Абимәләкниң чакарлири тартивалған бир қудуқ тоғрисида Абимәләккә наразилиқ билдүрди. 26Абимәләк:

— Бу ишни кимниң қилғинидин хәвирим йоқ екән. Сәнму бу ишни маңа ейтмапсән, буни биринчи қетим аңлишим, — деди.

27Шуниңдин кейин Ибраһим Абимәләккә қой-калиларни тәғдим қилди. Иккиси келишим түзди. 28Андин Ибраһим йәттә чиши қозини бир тәрәпкә айрип қойди. 29Абимәләк униңдин:

— Немишкә бундақ қилисән? — дәп сориди.

30Ибраһим униңға:

— Бу қудуқни мениң колиғанлиғимни етирап қилғанлиғиңизни билдүрүш үчүн, бу йәттә чиши қозини қобул қилғайсиз, — дәп җавап қайтурди.

31Шуниң билән у йәрниң исми Бәәршәба* болуп қалди, чүнки улар у йәрдә қәсәм қилған еди.

32Улар Бәәршәбада келишим түзгәндин кейин, Абимәләк билән Фикол өйлиригә қайтип кәтти. 33Ибраһим Бәәршәбада бир түп сөгәт тикип, у йәрдә Пәрвәрдигарға, йәни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилди. 34Ибраһим филистинликләрниң зиминида хелә узун турди.



*3. Исһақ — «күлкә» дегән мәнани билдүриду.

*31. Бәәршәба — «қәсәм қудуғи» дегән мәнани билдүриду.



 

22

Худаниң Ибраһимни синиши

1Бу вақиәләрдин кейин, Худа Ибраһимниң ишәнчини синап, уни:

— Ибраһим! — дәп чақирди.

Ибраһим:

— Ләббәй! — деди.

2Худа униңға:

— Сән оғлуңни, йәни амрақ ялғуз оғлуң Исһақни елип, Морая райониға берип, Мән көрситидиған тағниң үстидә уни көйдүрмә қурванлиқ* сүпитидә Маңа атиғин, — деди.

3Әтиси сәһәрдә Ибраһим ешәкни егәрләп, Исһақ билән икки чакирини елип, көйдүрмә қурванлиққа ишлитидиған отунларни тәйярлап, Худа көрсәткән җайға қарап маңди. 4Үчинчи күни Ибраһим у йәрни жирақтин көрди 5вә чакарлириға:

— Силәр ешәк билән бу йәрдә туруп туруңлар. Балам иккимиз у йәргә берип, ибадәт қилип келәйли, — деди.

6Ибраһим Исһаққа отунларни көтәртип, өзи қолиға пичақ билән от елип, Исһақ билән биллә жүрүп кәтти. 7Исһақ:

— Ата, — дәп чақирди.

Ибраһим:

— Һә, оғлум? — деди.

— От билән отун бар, лекин көйдүрмә қурванлиққа ишлитидиған қоза қени? — дәп сориди Исһақ.

8Ибраһим униңға:

— Әй оғлум! Қурванлиқ қилидиған қозини Худа Өзи йәткүзүп бериду, — дәп җавап бәрди. Иккиси тохтимай меңивәрди.

9Улар Худа Ибраһимға көрсәткән җайға кәлгәндә, Ибраһим қурван­лиқ суписини ясап, униң үстигә отунларни қоюп, өз оғлини бағлап, отун догиланған супиға ятқузди. 10Андин оғлини боғузлаш үчүн пичақни көтәрди. 11Бирақ Пәрвәрдигарниң периштәси* асмандин:

— Ибраһим! Ибраһим! — дәп вақириди.

— Ләббәй! — деди у.

12Периштә униңға:

— Қолуңни тарт! Балиға тәгмә! Сениң Маңа болған садақәтмән­лигиңни әнди көрдүм. Чүнки сән өз оғлуңни, йәни бир тал оғлуң­ниму Мәндин айимидиң, — деди.

13Ибраһим әтрапиға қариведи, мүңгүзи чатқалға илишип қалған бир қошқар униң көзигә челиқти. У берип қошқарни йешип, уни өзиниң оғлиниң орнида қурванлиқ қилип көйдүрүвәтти.

14Шуңа Ибраһим у йәрни Яһвә-Йирәһ* дәп атиди. Һазирға қәдәр кишиләр: «Пәрвәрдигар Өз теғида тәминләйду», дейишиду.

15Пәрвәрдигарниң периштәси иккинчи қетим асмандин Ибраһимға:

16— Пәрвәрдигар дәйдуки: «Сән сөйүмлүк бир тал оғлуңни айимиған екәнсән, Мән Өз намим билән қәсәм қилимәнки, 17саңа бәхит ата қилиш билән, нурғун әвлатларни беримән. Уларниң сани асмандики юлтузлардәк, деңиз бойидики қумдәк көп болиду. Сениң әвлатлириң дүшмән шәһәрлирини ишғал қилиду. 18Мениң әмримгә бойсунғанлиғиң үчүн, сениң әвлатлириң арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләр бәхиткә еришиду», — деди.

19Ибраһим чакарлириниң йениға қайтип келип, улар билән биллә өзи олтирақлашқан йәргә, йәни Бәәршәбаға қайтти.

Наһорниң әвлатлири

20Бир мәзгилдин кейин Ибраһим иниси Наһорниң аяли Милка­ниң еригә сәккиз оғул туғуп бәргәнлигини аңлиди. 21Улар: тунҗа оғул Уз, кәйнидикилири Буз, аррамлиқларниң атиси болған Кәмуел, 22Кәсәд, Һазо, Пилдаш, Йидлаф вә Бетуел еди. 23Бетуел болса Рибәқаниң атиси болди. Милка Ибраһимниң иниси Наһорға бу сәккиз оғулни туғуп бәрди. 24Наһорниң кичик хотуни Рәумаму төрт оғул туғуп бәрди. Улар: Тебаһ, Гаһам, Тахаш вә Маакаһ еди.



*2. Көйдүрмә қурванлиқ — йәһудийлар Худаға қурванлиқ қилишта Худаниң әмри бойичә мални союп, андин уни көйдүрүветәтти.

*11. Пәрвәрдигарниң периштәси — бу Худаниң Өзини көрситиду.

*14. Яһвә-Йирәһ — «Пәрвәрдигар тәминләйду» дегән мәнани билдүриду.



 

23

Ибраһимниң Сарәни дәпнә қилиши

1Сарә йүз жигирмә йәттә жил өмүр сүрди. 2У Қананниң Кириат-Арба, йәни Һиброн дегән җайида аләмдин өтти. Ибраһим униңға һәсрәт билән жиға-зар қилди. 3Ибраһим аялиниң җәсидиниң йенидин чиқип, хитларниң йениға келип:

4— Мән силәрниң араңларда бир мусапир. Аялимни дәпнә қилиш үчүн маңа бир парчә йәр сетип бәргәйсиләр, — деди.

5-6Улар Ибраһимға:

— Җанаплири, қулақ салсила! Бизниң нәзәримиздә сили бир күчлүк қәбилә башлиғи, аяллирини әң яхши йәрликлиримиздин биригә дәпнә қилғайла. Һеч қайсимиз силидин қәбирлик йәр айимаймиз, — деди.

7Ибраһим уларға тазим қилип:

8— Әгәр силәр аялимни бу йәргә дәпнә қилишимға рази болсаңлар, Сохарниң оғли Әфрондин 9Макпелаһ йезисидики өңкүрни маңа сетип беришни тәләп қилғайсиләр. У өңкүр униң етизиниң четидә. У силәрниң алдиңларда өңкүрниң баһасини кесип бәрсә, у йәрни сетивелип аиләмгә қәбирстанлиқ қилай дәймән, — деди.

10Башқа хитлар билән биллә шәһәр дәрвазисиниң алдида олтарған Әфрон көпчиликниң алдида:

11— Җанаплири, қулақ салғайла, мән етизни өңкүр билән қошуп силигә бәрдим. Көпчилик алдида уни силигә соға қилдим. Аяллирини у йәргә дәпнә қилғайла, — дәп җавап бәрди.

12Лекин Ибраһим хитларниң алдида тазим қилип, 13һәммә адәмгә аңлитип, Әфронға:

— Сөзүмгә қулақ селип, пул төлишимни қобул қилғайсиз. Аялим­ни у йәргә дәпнә қилмақчимән, — деди.

14Әфрон җавап қайтуруп:

15— Җанаплири, у йәр аран төрт йүз күмүч тәңгигә әрзийду. Сили билән мениң оттуримизда бу немә еди! Аяллирини у йәргә дәпнә қиливәргәйла, — деди.

16Ибраһим Әфронниң көпчилик алдида ейтқини бойичә униңға төрт йүз тәңгә төләп бәрди.

17Шундақ қилип, Әфрон Мамрәниң шәрқий тәрипидики Макпе­лаһ йезисидики у йәрни Ибраһимниң егидарчилиғиға өткүзүп бәрди. У йәр етизлиқ, етизлиқтики өңкүр вә етизлиқ әтрапидики дәл-дәрәқләрни өз ичигә алатти. 18Шәһәр дәрвазисиниң алдиға топланған хитларниң һәммиси бу йәрниң әнди Ибраһимға мәнсүп болғанлиғини етирап қилди.

19Шундақ қилип, Ибраһим аяли Сарәни Қанандики шу өңкүргә дәпнә қилди.

20Хитларға мәнсүп болған бу етиз вә етизлиқтики өңкүр әнди Ибраһимниң қәбирстанлиғи болуп, униң хусусий мүлкигә айланди.


24

Исһақниң өйлиниши

1Ибраһим қерип кәткән еди, Пәрвәрдигар һәр қандақ ишта униңға бәхит ата қилип кәлди. 2Мәлум бир күни у аилисидики мал-мүлкини башқурғучи ғоҗидарға:

— Қолуңни йотамниң астиға қоюп туруп, 3Пәрвәрдигар, йәни пүтүн аләмниң Яратқучиси болған Худаниң алдида қәсәм қилип, оғлум Исһақни бу йәрдики имансиз қананлиқлардин өйләндүрмәй, 4чоқум жутумға берип, туққанлирим арисидин бир қиз елип беридиғанға вәдә бәргин, — деди.

5Лекин чакар униңдин:

— Әгәр у қиз өз жутидин бу йәргә кәлгили унимисичу? У чағда оғлуңизни елип жутуңизға қайтип кетәмдим? — дәп сориди.

6Ибраһим мундақ җавап бәрди:

— Оғлумни һәргиз у йәргә апарма! 7Пәрвәрдигар, йәни асмандики Худа мени жут вә уруқ-җамаитимдин айрип, бу зиминни әвлат­лиримға тәғдим қилишқа қәсәм қилип вәдә бәргән. Шуңа У Өз периш­тә­сини сениң алдиңға әвәтип, оғлумға у йәрдин бир қиз тепишиңға ярдәм қилиду. 8Мабада у қиз сән билән келишкә унимиса, бу қәсәмдин хали болисән, лекин оғлумни һәргиз у йәргә апармиғин!

9Буниң билән һелиқи чакар қолини ғоҗайини Ибраһимниң икки йотисиниң астиға қоюп туруп, Ибраһимниң тапшуруғини бәҗа кәлтүрүшкә қәсәм бәрди.

10Чакар ғоҗайининиң төгилиридин онни таллап, уларға һәр хил қиммәт баһалиқ соғиларни артип, йолға чиқти. Улар Аррам-Наһараим райониға берип, Наһор турған шәһәргә йетип кәлгәндин кейин, 11шәһәрниң сиртидики бир қудуқниң йенида төгиләрни чөктүрди. Бу күн петип қалған чағ болуп, қизлар қудуққа су алғили чиқидиған вақит еди.

12Чакар мундақ дәп дуа қилди:

— Әй Пәрвәрдигар! Сән ғоҗайиним Ибраһим етиқат қилип кәлгән Худасән. Ғоҗайинимға меһир-шәпқәт көрситип, ишимни оң қилғайсән. 13Мән һазир қудуқ йенида туримән. Шәһәр қизлири бу йәргә суға келиду. 14Мән уларниң биригә: «Комзигиңиздики судин ичивалсам қандақ?» дәймән. Әгәр у: «Ичиң! Төгилириңизгиму су әкелип берәй» десә, шу қиз хизмәткариң Исһаққа таллап бәргиниң болсун. Буниңдин Сениң ғоҗайинимға меһриванлиқ қилған­ли­ғиңни биләләймән.

15Униң дуаси аяқлашмайла, Рибәқа комзигини мүрисидә көтирип, қудуқниң йениға кәлди. У Бетуелниң қизи еди. Бетуел болса, Ибраһимниң иниси Наһор билән униң аяли Милканиң оғлидур. 16Рибәқа техи үзи ечилмиған, интайин чирайлиқ, пак қиз еди. У қудуқниң йениға берип, комзигигә су тартип чиқти. 17Ибраһимниң чакири қизниң алдиға жүгрәп берип, униңдин:

— Маңа сүйиңиздин азирақ бәрсиңизчу? — дәп сориди.

18Қиз униңға:

— Мана ичиң, — дәпла, дәрһал мүрисидики комзәкни қолиға елип, һелиқи чакарға бәрди. 19Чакар суни ичип болушиға, Рибәқа униңға:

— Төгилириңизгиму су әкелип берәй, уларму ичип қансун, —деди.

20Рибәқа дәрһал комзәктики суни оқурға қуйғандин кейин, жүгрәп берип қудуқтин су тартип келип, һәммә төгиләрни қанғидәк суғирип бәрди.

21Чакар Пәрвәрдигар йолини очуқ қилған яки қилмиғанлиғини билиш үчүн, җим-җит күзитип турди. 22Төгиләр суни ичип болған­дин кейин, у бәш йерим граммлиқ алтун һалқини қизниң бурниға вә жигирмә үч граммлиқ бир җүп алтун биләйүзүкни билигигә селип қойди. 23Андин:

— Сиз кимниң қизи болисиз? Силәрниң өйүңларда биз қонғидәк йәр барму? — дәп сориди.

24Қиз униңға:

— Наһор билән Милканиң оғли Бетуелниң қизи болимән. 25Бизниң өйдә силәр қонғидәк йәр бар һәм маллириңларға йәм-чөпму кәңри, — дәп җавап бәрди.

26Буниң билән һелиқи чакар сәҗдә қилип, Пәрвәрдигарға ибадәт қилип, 27мундақ деди:

— Пәрвәрдигар, ғоҗайиним Ибраһим етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийиләр ейтилсун! У ғоҗайинимға меһриванлиқ көрситип вә қилған вәдисигә садиқ болуп, мени удул ғоҗайинимниң өз туққининиң йениға башлиди.

28Һелиқи қиз анисиниң йениға жүгрәп берип, йүз бәргән пүтүн ишни аилисидикиләргә сөзләп бәрди. 29Рибәқаниң Лабан исимлиқ бир акиси бар еди. У жүгрәп чиқип, қудуқниң йенидики Ибраһим­ниң чакириниң йениға барди. 30У сиңлисиниң һалқа вә биләйүзүк селивалғинини көргән вә сиңлисидин чакарниң дегән сөзлирини аңлиған еди. У қудуқниң түвидә төгиләрниң йенида турған Ибраһим­ниң чакириниң алдиға берип, 31униңға:

— Пәрвәрдигар бәхитлик қилған адәм, немишкә ташқирида турисиз? Мән билән җүрүң, өйгә барайли! Мән силәргә өй тәйярлап қойдум, төгиләргиму җай тәйярлап қойдум, — деди.

32У өйгә кирди. Лабан болса, төгиләрдики малларни чүширип, уларға чөп салди. Андин Ибраһимниң бу чакири вә һәмралириға пут-қоллирини жуйғили су елип кәлди. 33Тамақлар кәлтүрүлгәндә, чакар:

— Мән сизгә дәйдиғинимни дәп болмиғичә ғизаланмаймән, — деди.

— Қени, гепиңизни ейтиң, — деди Лабан.

34У мундақ деди:

— Мән Ибраһимниң чакири. 35Пәрвәрдигар ғоҗайинимға көптин көп бәрикәт ата қилип, уни интайин бай қилди. Пәрвәрдигар униңға қой-кала падилири, алтун-күмүч, әр-аял қуллар, төгә вә ешәкләрни бәрди. 36Ғоҗайинимниң аяли Сарә қериған вақтида униңға бир оғул туғуп бәргән еди. Ғоҗайиним пүтүн байлиғини шу оғлиға атиди. 37Ғоҗайиним өз тапшуруқлириға әмәл қилишим үчүн, мени қәсәм қилдурди. У: «Сән оғлумни бу йәрдики қананлиқ­лар арисидин өйләндүрмәй, 38мениң жутумға берип, уни өз туққан­лирим арисидин өйләп қой», дегән еди.

39Мән ғоҗайинимдин: «Әгәр қиз бу йәргә кәлгили унимиса, қандақ қилимән?» дәп сорисам, 40у: «Мән хизмитидә болуп кәлгән Пәрвәр­дигар периштәсини сениң алдиңға әвәтиду. У сениң ишиңни оң қилиду. Сән оғлумға өз жутумдики туққанлирим арисидин хотун елип бәр. 41Сән туққанлиримниң өйигә барсаңла, улар қизини бәрми­гән тәғдирдиму, қәсәмдин йәнила хали болған болисән», дегән еди.

42Бүгүн мән қудуқ йениға кәлгинимдә, Худаға дуа қилип: «Әй Пәрвәрдигар, ғоҗайиним Ибраһим етиқат қилип кәлгән Худа, ишимни оң қилғайсән. 43Мән һазир қудуқ йенида туримән. Бирәр қиз бу йәргә суға кәлсә, мән униңдин: «Комзигиңиздики судин азирақ ичивалсам боламду?» дәп сораймән. 44Әгәр у қиз қошулса вә төгилиримгиму су әкелип бәрсә, у Сән ғоҗайинимниң оғлиға таллап қойған қиз болсун», дедим.

45Дуайим аяқлашмайла, Рибәқа комзигини мүрисидә көтирип, қудуқниң йениға су алғили кәлди. Мән униңға: «Сүйиңиздин азирақ ичивалсам боламду?» дегән едим.

46У дәрһал мүрисидики комзәкни қолиға елип: «Мана ичиң! Төгилириңизгиму су әкелип берәй», деди. Суни ичтим, у төгиләргиму су әкелип бәрди. 47Андин мән униңдин: «Сиз кимниң қизи болисиз?» дәп сориведим, у: «Наһор билән Милканиң оғли Бетуелниң қизи болимән», деди. Шуңа мән униң бурниға һалқа, қоллириға биләйүзүк селип қойдум. 48Шу вақитта сәҗдә қилип, ғоҗайиним Ибраһим етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийә ейтип, ибадәт қилдим. Чүнки У мени удул ғоҗайинимниң өз туққининиң өйигә елип келип, униң қизини ғоҗайинимға келинликкә тепишимға имканийәт яритип бәргән еди.

49Әнди силәр өзәңларниң ғоҗайинимға садиқлиқ вә меһир-шәпқәт көрсәтмәкчи болғанлиғиңларни яки ундақ қилишни халимайдиған­лиғиң­ларни маңа ейтиңлар. Ундақ қилишни халимисаңларму ейтиңлар. Буниңдин мән қандақ қилишимни биләләймән.

50Лабан билән Бетуел чакарға:

— Бу иш Пәрвәрдигарниң орунлаштуруши екән, биз немә дәләләймиз? 51Мана Рибәқа, уни елип кәтсиңиз болиду. У Пәрвәрдигар­ниң орунлаштурғинидәк, ғоҗайиниңизниң келини болсун, — дәп җавап бәрди.

52Ибраһимниң чакири бу сөзни аңлап, сәҗдә қилип, Пәрвәр­дигарға ибадәт қилди. 53Арқидин у кийим-кечәк, алтун вә күмүчтин ясалған зебу-зенәт буюмлирини чиқирип, Рибәқаға сунди. Униң акиси билән анисиғиму қиммәт баһалиқ соғиларни соға қилди.

54Шундақ қилип, Ибраһимниң чакири һәмралири билән биллә йәп-ичип, у йәрдә бир кечә қонди. Әтиси сәһәр туруп, Рибәқаниң өйидикилиригә:

— Ғоҗайинимниң йениға қайтишимға рухсәт қилғайсиләр, — деди.

55Лекин Рибәқаниң акиси билән аниси униңға:

— Рибәқа биз билән он күнчә туруп, андин кейин барсун, — деди.

56Лекин у:

— Бизни кечиктүрмигәйсиләр. Пәрвәрдигар һәммә ишимизни оңушлуқ қилған екән, ғоҗайинимниң йениға қайтишимға рухсәт қилғайсиләр, — деди.

57— Биз қиздин сорап көрәйли, у немә дәйдикән, — дәп җавап беришти улар.

58Шуниң билән улар Рибәқани чақирип, униңдин:

— Сән бу киши билән кетишни халамсән? — дәп сориди.

— Халаймән, — дәп җавап бәрди у.

59Шуниң билән улар Рибәқани униң баққан аниси, Ибраһимниң чакири вә униң һәмралири билән қошуп йолға салди.

60Улар Рибәқаға бәхит тиләп, мундақ дуа қилди:

«Әй сиңлимиз, миңлиған, он миңлиған инсанларниң аниси болғайсән!

Әвлатлириң дүшмәнлириниң шәһәрлирини ишғал қиливалғай!» дейишти.

61Рибәқа вә униңға һәмра болидиған қиз хизмәткарлар сәпәргә тәйярлинип, төгиләргә минди. Ибраһимниң чакири Рибәқани елип, йолға раван болди.

62Шу вақитта Исһақ Беер-Лаһайрой дегән йәрдин кетип, өзи олтириватқан Қананниң җәнубидики Негиб райониға қайтип кәлди. 63Бир күни күн петиш вақтида у далада Худани чоңқур сеғинип, беши­ни көтирип қариведи, төгә карвининиң келиватқанлиғини көрди.

64-65Рибәқа Исһақни көрүш биләнла төгидин чүшүп, Ибраһимниң чакиридин:

— Далада биз тәрәпкә қарап келиватқан әву киши ким? — дәп сориди.

— У мениң кичик ғоҗайиним, — дәп җавап бәрди чакар.

Рибәқа үзини яғлиғи билән йепивалди.

66Чакар өзиниң қилған ишлирини Исһаққа бир-бирләп сөзләп бәрди. 67Исһақ Рибәқани аниси Сарә һаят вақтида турған чедирға башлап кирип, некайиға алди. Аниси вапат болған болсиму, у Рибәқаниң муһәббитидин өзигә тәсәлла тапти.


25

Ибраһимниң башқа әвлатлири

1Ибраһим Кәтура исимлиқ йәнә бир аялни кичик хотунлуққа алди. 2У Ибраһимға Зимран, Йоқшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуахтин ибарәт алтә оғул туғуп бәрди. 3Йоқшан Шиба билән Дәданниң атиси болди. Дәданниң әвлатлири ашурим, ләтушим вә ләуммим хәлиқлири болди. 4Мидиянниң оғуллири Әфа, Әфәр, Һанух, Абида вә Елдалар еди. Жуқуридикиләрниң һәммиси Кәтурадин дунияға кәлгән әвлатлар еди.

5Ибраһим пүтүн мал-мүлүклирини Исһаққа атавәткән еди. 6Лекин у өзи һаят вақтида икки кичик хотунидин болған оғуллириғиму соғиларни берип, андин бу оғуллирини Исһақтин жирақ турсун, дәп шәрқий зиминға әвәтти.

Ибраһимниң өлүми вә дәпнә қилиниши

7-8Ибраһим узақ өмүр сүрүп, йүз йәтмиш бәш йешида әҗдат­лириниң қешиға кәтти. 9Униң оғуллири Исһақ билән Исмаил уни Макпелаһ йезисидики өңкүргә дәпнә қилди. Бу өңкүр Мамрә дегән йәргә йеқин болуп, бурун хит қәбилисидин болған Сохарниң оғли Әфронниң етизлиғи еди. 10Ибраһим хитлардин сетивалған етизлиқ дәл шу еди. Ибраһимниң аяли Сарәму мошу йәргә дәпнә қилинған еди. 11Ибраһим вапат болғандин кейин, Худа униң оғли Исһаққа бәхит ата қилди. Исһақ шу вақитта Беер-Лаһайрой дәп аталған қудуқниң йенидики җайда турувататти.

Исмаилниң әвлатлири

12Сарәниң хизмәткари мисирлиқ Һәҗәр Ибраһимға туғуп бәргән Исмаилниң әвлатлири төвәндикиләр: 13алди билән тунҗа оғли Небайот, андин кейин қалған оғуллири Кәдар, Адбәәл, Мибсам, 14Мишма, Дума, Масса, 15Хадад, Тәма, Йәтур, Нафиш вә Қәдәма туғулди.

16Улар он икки қәбилиниң башлиқлири болуп, улар яшиған йеза вә қишлақлар уларниң исимлири билән аталди. 17Исмаил йүз оттуз йәттә йешида әҗдатлириниң қешиға кәтти. 18Униң әвлатлири олтирақлашқан җай Һавилаһ районидин Шур дегән йәргә қәдәр еди. Шур Мисирниң шәрқий тәрипидә болуп, Ассурға баридиған йолда еди. Улар Ибраһимниң башқа әвлатлири билән чиқишалмиди.

Әсав билән Яқупниң дунияға келиши

19Ибраһимниң оғли Исһақниң иш-излири төвәндикичә:

20Исһақ қириқ йешида Рибәқаға өйләнди. Рибәқа болса, Паддан-Аррамниң Арран дегән йеридин болған Бетуелниң қизи вә Лабанниң сиңлиси еди. 21Рибәқа пәрзәнт көрмигәнлиги сәвәвидин, Исһақ униң үчүн Пәрвәрдигарға дуа қилди. Пәрвәрдигар униң дуасини қобул қилип, Рибәқа һамилдар болди. 22Бала қош гезәк болуп, улар туғулуштин илгири анисиниң қосиғида қаттиқ соқушти. Рибәқа: «Маңа немә болғини?» дәп Пәрвәрдигардин сориди.

23Пәрвәрдигар униңға мундақ җавап бәрди:

«Сениң қосиғиңдин икки хәлиқ чиқиду.

Туғулупла айрим болиду.

Бири йәнә биридин күчлүк болуп,

Чоңи кичигигә хизмәт қилиду».

24Униң ай-күни тошуп, қош гезәк туғди. 25Авал туғулғини қизғуч болуп, пүтүн бәдини һайванниңкидәк түклүк еди. Шуңа униң исмини Әсав* дәп қойди. 26Кейин туғулғининиң қоли Әсавниң тапинини чиң тутувалғанлиғи үчүн, исмини Яқуп* дәп қойди. Улар туғулғанда, Исһақ атмиш яшқа киргән еди.

Әсавниң тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқини сетиветиши

27Икки бала чоң болди. Әсав уста очи болуп, далада жүрүшни яхши көрәтти. Лекин иниси Яқуп җим-җит жүридиған адәм болуп, һемишәм өйдә туратти. 28Исһақ Әсавни яхши көрәтти, чүнки у Әсав олап кәлгән о гөшигә амрақ еди. Рибәқа болса, Яқупни яхши көрәтти.

29Бир күни Яқуп қизил почақ шорписини қайнитивататти. Один ечиқап қайтип кәлгән Әсав 30Яқупқа:

— Қосиғим бәк ечип кәтти. Қизил почақ шорписидин тезирәк бәрсәңчу! — деди. Шу сәвәптин у Идом* дәпму аталди.

31Яқуп униңға:

— Тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқуңни маңа өткүзүп бәрсәң, саңа бу шорпидин берәй, — дәп җавап қайтурди.

32— Болди! Болди! Қосиғим ечип өләй дәп қалдим. Тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқиниң маңа немә кериги? — деди Әсав.

33Яқуп униңға:

— Сән авал мениң алдимда тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқуңни маңа өткүзүп бәргәнлигиңгә қәсәм қилип бәр, — деди.

Әсав қәсәм қилип, тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқини Яқупқа өткүзүп бәрди. 34Андин Яқуп униңға нан билән почақ шорписини бәрди. Әсав ғизаланғандин кейин, орнидин туруп чиқип кәтти. Бу униң тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқиға етиварсиз қариғанлиғидиндур.



*25. Әсав — «түклүк» дегән мәнани билдүриду.

*26. Яқуп — «тапиниға есиливалғучи» дегән мәнани билдүриду.

*30. Идом — «қизил» дегән мәнани билдүриду.



 

26

Исһақниң Гирарда мусапир болуп қелиши

1Ибраһимниң заманида Қананда бир қетим ачарчилиқ йүз бәргән еди. Кейин йәнә бир қетим ачарчилиқ болди. Исһақ Гирар шәһиридики филистинликләрниң падишаси Абимәләкниң алдиға барди. 2Пәрвәрдигар Исһаққа көрүнүп, униңға мундақ деди:

— Сән Мисирға бармай, Мән тур дегән җайда туруп қал. 3Сән бу йәрдә турсаң, Мән саңа яр болимән һәм сени бәхитлик қилимән. Мән бу зиминни саңа вә сениң әвлатлириңға тәғдим қилимән. Атаң Ибраһим билән түзгән келишимимдә чиң туримән. 4Мән саңа асмандики юлтузлардәк нурғун әвлат беримән һәм бу пүткүл зиминни уларға тәғдим қилимән. Сениң әвлатлириң арқилиқ йәр йүзидики пүткүл хәлиқләр бәхит тапиду. 5Чүнки Ибраһим Маңа бойсунуп, пүтүн қанун вә әмир-пәрманлиримға риайә қилди.

6Шуниң билән Исһақ Гирарда туруп қалди. 7Униң аяли Рибәқа интайин гөзәл еди. Йәрлик кишиләр униңдин аяли Рибәқани ким дәп сориса, у уни өз сиңлим, деди. Чүнки у йәрлик кишиләрниң өзини өлтүрүветип, Рибәқани елип кетишидин қорқатти.

8Исһақ у йәрдә бир мәзгил турди. Бир күни филистинликләрниң падишаси Абимәләк деризисидин сиртқа қараватқанда, Исһақниң Рибәқа билән қучақлишиватқанлиғини көрүп қалди.

9Падиша Абимәләк Исһақни чақиртип, униңдин:

— У сениң аялиң екән, немә үчүн уни сиңлим дегән едиң? — дәп сориди.

Исһақ җавап берип:

— Әгәр мән уни аялим дегән болсам, уни елиш үчүн силәрниң мени өлтүрүветишиңлардин қорққан едим, — деди.

10Абимәләк униңға:

— Бу немә қилғиниң? Әгәр хәлқим ичидә бири сениң аялиң билән бир орунда ятқан болса, сән пүтүн хәлқимизни гунаға тиққан болаттиң! — деди.

11Андин падиша Абимәләк өз хәлқигә буйруқ чүширип:

— Кимду-ким бу кишигә яки аялиға тәгсә, җенидин җуда қилиниду, — деди.

12Исһақ у йәрдә деханчилиқ қилатти. Пәрвәрдигар униңға бәрикәт бәргәчкә, у жили биргә йүз һәссә һосул алди. 13У барғансири ронақ тепип, бәк бай болди. 14Филистинликләр униң нурғун қой-кала пади­лири вә қуллири барлиғини көрүп, уни көрәлмәсликкә башлиди. 15Шуңа улар униң атиси Ибраһим һаят вақтида чакарлириға қаздур­ған қудуқларни топа билән тиндурувәтти.

16Кейин Абимәләк Исһаққа:

— Сән биздин күчийип кәттиң, дөлитимиздин чиқип кәт! — деди.

17Буниң билән Исһақ у йәрдин кетип, Гирар җилғисиға берип, у йәргә орунлишип, бир мәзгил турди. 18Ибраһим һаят вақтида бир мунчә қудуқларни қаздурған еди. Бирақ у аләмдин өткәндин кейин, филистинликләр униң һәммә қудуқлирини топа билән тиндурувәткән еди. Исһақ уларни қайта қаздуруп, йәнила дәсләп атиси қойған намлири билән атиди.

19Исһақниң чакарлири Гирар җилғисида бир қудуқ қезип, су тапти. 20Бирақ Гирарниң падичилири Исһақниң падичилири билән маҗралишип, һәммиси: «Бу бизниң сүйимиз», дейишти. Шуңа Исһақ у қудуқни Әсәк* дәп атиди. 21Исһақниң чакарлири йәнә бир қудуқ қазған еди. Улар йәнә бу қудуқ үчүн маҗралашти. Шуңа Исһақ бу қудуқни Ситна* дәп атиди. 22Исһақ у йәрдин кетип, йәнә бир қудуқ қаздурди. Бу қетим маҗра чиқмиди, шуңа у бу қудуқниң намини Риһубот* дәп атиди. У: «Пәрвәрдигар ахир бизни азадә йәрдә яшаш­қа муйәссәр қилди. Биз бу йәрдә чоқум ронақ тапимиз», деди.

23Исһақ у йәрдин кетип, Бәәршәбаға көчүп барди. 24У күни кәчтә Пәрвәрдигар униңға көрүнүп: «Мән атаң Ибраһим етиқат қилған Худа, қорқмиғин! Мән саңа яр. Мән хизмәткарим Ибраһим сәвәвидин саңа бәхит ата қилимән вә әвлатлириңни көпәйтимән», деди.

25Исһақ у йәрдә қурванлиқ суписини ясап, Пәрвәрдигарға ибадәт қилди. Шундин кейин Исһақ у йәргә орунлишип қалди һәм униң чакарлири у йәрдә йәнә бир қудуқ қазди.

Исһақниң падиша Абимәләк билән келишим түзүши

26Падиша Абимәләк Ахуззат дегән мәслиһәтчиси билән ләшкәр башлиғи Фиколни елип, Гирардин Исһақни зиярәт қилип кәлди.

27Исһақ уларға:

— Бурун силәр маңа өчмәнлик қилип, мени дөлитиңлардин қоғлап чиқарған едиңлар. Әнди немә үчүн йәнә мән билән көрүш­кили кәлдиңлар? — деди.

28Улар җававән:

— Биз Пәрвәрдигарниң саңа яр екәнлигини билдуқ, шуңа биз бир-биримизгә қәсәм берип, келишим түзсәк болғидәк. 29Биз саңа зиян-зәхмәт йәткүзмигәндәк, сениңму бизгә зиян-зәхмәт йәткүзмәсликкә вәдә беришиңни тәләп қилимиз. Бурун биз саңа һемишәм яхши муамилә қилип, сени у йәрдин аман-есән кәткүзгән едуқ. Әнди Пәрвәрдигарниң саңа бәхит ата қилғанлиғи ениқ болди, — деди.

30Исһақ зияпәт тәйярлап, уларни меһман қилди. 31Улар сәһәр туруп, өз ара қәсәм беришип, келишим түзүшти. Исһақ улар билән достанә хошлишип, уларни узитип қойди.

32У күни Исһақниң чакарлири келип, униңға өзлири қазған қудуқ тоғрисида хәвәр берип:

— Биз су таптуқ! — деди.

33У қудуқни Шәба* дәп атиди. Шуңа у шәһәр һазирғичә Бәәршәба* дәп атилип кәлмәктә.

Әсавниң ят қәбилидин алған аяллири

34Әсав қириқ йешида имансиз хитлардин икки қизни хотунлуққа алди. Бу икки қиз Бәәрниң қизи Йудит билән Елонниң қизи Басимат еди. 35Улар Исһақ билән Рибәқаниң арамини қоймиди.



*20. Әсәк — «маҗра» дегән мәнани билдүриду.

*21. Ситна — «өчмәнлик» дегән мәнани билдүриду.

*22. Риһубот — «азадә йәр» дегән мәнани билдүриду.

*33. Шәба — «қәсәм» дегән мәнани билдүриду.

*33. Бәәршәба — «қәсәмләшкән қудуқ» дегән мәнани билдүриду.



 

27

Яқупниң Исһақни алдиши

1Исһақ қерип кәтти, көзиму көрмәс болуп қалди. У тунҗа оғли Әсавни чақирип, униңға:

— Оғлум, — деди.

— Мана мән, — дәп җавап бәрди Әсав.

2Исһақ мундақ деди:

— Қара, мән қерип кәттим, өлүмүм жирақ әмәс. 3Сән оқ-яриңни елип, далаға чиқип, о олап келип, 4мән яхши көридиған ләззәтлик тамақ пиширип маңа йегүз. Шуниң билән мән өлүштин илгири саңа ахирқи хәйирлик дуайимни қилай.

5Рибәқа Исһақниң қилған сөзлирини аңлап, Әсавниң оға чиқип кәткән вақтидин пайдилинип, 6Яқупқа мундақ деди:

— Мән бая дадаңниң акаң Әсавға: 7«Сән о олап келип, ләззәтлик тамақ пиширип маңа йегүз. Шуниң билән мән өлүштин илгири Пәрвәрдигар алдида саңа хәйирлик дуа қилай», дегәнлигини аңлидим. 8Оғлум, гепимгә қулақ селип, мениң дегинимни қил. 9Қой падисиға берип, семиз оғлақтин иккини елип кәл. Мән уни дадаң яхши көридиған тәмдә пиширай. 10Сән әкирип йегүзсәң, у вапат болуштин бурун саңа хәйирлик дуа қилиду, — деди.

11Лекин Яқуп анисиға:

— Сизгә мәлум, Әсавниң пүтүн бәдини түклүк, мениң теним болса түксиз. 12Мабада дадам тенимни тутуп қалса, мениң уни алдиғанлиғимни билип қалиду. У чағда мән униң хәйирлик дуасини елишим бу яқта турсун, әксичә қарғишиға учраймән! — деди.

13Аниси униңға:

— Әй оғлум, ләнәт болса маңа болсун! Мениң дегинимни қил, оғлақларни елип кәл, — деди.

14Шуниң билән Яқуп оғлақларни әкелип, анисиға тапшурди. Аниси тамақни дадиси яхши көридиған тәм билән пишарди. 15Андин Әсавниң өйидә сақлиған әң яхши кийимлирини елип чиқип, Яқупқа кийдүрди. 16Униң икки қоли вә бойниниң түксиз җайлирини өшкә жуңи билән йөгәп, 17ләззәтлик тамақ билән яққан нанни униңға тутқузди.

18Яқуп атисиниң йениға кирип:

— Ата, — деди.

— Оғлум, сән қайси оғлум болисән? — деди атиси.

19Яқуп униңға:

— Мән чоң оғлуңиз Әсав, тапшуруғуңизни орунлап болдум. Қопуң, мән олап кәлгән о гөшигә еғиз тегип, андин маңа хәйирлик дуайиңизни қилғайсиз, — дәп җавап қайтурди.

20— Оғлум, неманчә тез олап кәлдиң? — дәп сориди Исһақ.

— Пәрвәрдигариңиз болған Худа тәлийимни оңдин кәлтүрүп, маңа ярдәм қилди, — дәп җавап қайтурди Яқуп.

21Исһақ Яқупқа:

— Оғлум, йенимға кәл, тутуп көрәй, сән расттин Әсавму, әмәсму? — деди.

22Яқуп йениға барди. Исһақ тутуп көрүп:

— Авазиң Яқупниң, қолуң болса, Әсавниңкигә охшайдикән, — деди.

23У униң Яқуп екәнлигини пәриқ етәлмиди, чүнки Яқупниң қоли Әсавниңкигә охшаш түклүк туратти. У Яқупқа дуа қилидиған чағда, 24йәнә бир қетим:

— Сән расттин Әсавму? — дәп сориди.

— Шундақ, — дәп җавап бәрди Яқуп.

25Исһақ униңға:

— Гөшни әкәл, уни йегәндин кейин, саңа дуа қилай, — деди.

Яқуп гөшни елип кирди вә униңға шарап тутти.

26Исһақ йәп-ичип болғандин кейин:

— Оғлум, алдимға келип, мени сөй, — деди.

27Яқуп алдиға берип сөйди. Исһақ Яқупниң кийгән кийимлириниң пуриғини пуриғандин кейин, сөзигә ишинип, униңға хәйирлик дуасини қилди:

«Оғлумниң тенидики хуш пурақ,

Дәл Пәрвәрдигарим бәрикәт бәргән топиниң пуриғиға охшайдикән.

28Худа асмандин саңа хасийәтлик ямғур яғдуруп,

Топаңни һосуллуқ қилғай.

У саңа мол ашлиқ-түлүк,

Есил шарапларни тәғдим қилғай.

29Башқа әлләрму хизмитиңдә болғай.

Хәлиқләр саңа тизлинип һөрмәт билдүргәй.

Қериндашлириңға һаким болғайсән.

Анаңниң әвлатлири саңа егилгәй.

Саңа ләнәт ейтқанларға ләнәт яққай.

Саңа бәхит тилигәнләр бәхит тапқай».

Әсавниң Исһақтин дуа тәләп қилиши

30Яқуп Исһақниң дуасини елип чиқип турушиғила, акиси Әсав один қайтип кәлди. 31Әсавму гөшни ләззәтлик пиширип, атисиниң алдиға елип кирип:

— Ата, қопуң, мән олап кәлгән о гөшигә еғиз тегип, маңа хәйир­лик дуайиңизни қилиң, — деди.

32— Сән ким болисән? — дәп сориди Исһақ.

— Чоң оғлуңиз Әсав болимән, — дәп җавап бәрди Әсав.

33Исһақниң пүтүн әзасини титрәк басти вә униңдин сориди:

— Ундақта, һазир маңа о гөшини елип кәлгән ким? Сән келиштин бурун мән уни йәп, униңға хәйирлик дуа қилған едим. Бу бәхит мәңгү униңға мәнсүп болуп кәтти.

34Бу гәпни аңлиған Әсав интайин ечинип, үн селип жиғлап туруп:

— Ата, маңиму хәйирлик дуа қилғайсиз! — дәп ялвурди.

35— Иниң кирип мени алдап, сениң бәхтиңни еливапту, — деди Исһақ.

36Әсав:

— Бу униң мени иккинчи қетим алдиши. Униң Яқуп* дәп атилиши һәҗәплинәрлик әмәс екән! У мениң тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқумни тартивалған еди. Әнди маңа мәнсүп болған хәйирлик дуаниму тартивапту. Ата, мән үчүн хәйирлик дуайиңиз қалмидиму? — деди.

37Исһақ мундақ җавап бәрди:

— Мән уни саңа ғоҗайин қиливәттим, униң пүтүн қериндаш­лирини униң хизмитидә болидиған қиливәттим. Мән йәнә униңға ашлиқ-түлүк, есил шарапларни беғишлидим. Әй оғлум, әнди мән саңа йәнә немини беримән?

38Әсав атисиға йәнә ялвуруп:

— Ата, сизниң пәқәт бирла хәйирлик дуайиңиз барму? Маңиму хәйирлик дуа қилғайсиз! — дәп үн селип жиғлап кәтти.

39Андин Исһақ мундақ деди:

«Һосуллуқ топидин үлүшүң йоқтур.

Хасийәтлик ямғур саңа яғмайду.

40Сән қиличқа тайинип яшайсән,

Иниңниң хизмитидә болисән!

Лекин сән униңға қарши чиққиниңда,

Униң боюнтуруғидин қутулисән».

41Әсав Яқупқа қарита көңлигә өчмәнлик пүкти. Чүнки атиси хәйирлик дуайини Яқупқа қилған еди. У ичидә: «Атам аләмдин өтүшкә аз қалди. Өлүмини узитиветипла, Яқупни өлтүрүветимән!» дәп ойлиди.

42Рибәқа башқилардин Әсавниң планини аңлап қелип, Яқупни чақиртип:

— Гепимгә қулақ сал! Акаң Әсав сени өлтүрүп, дәрдини чиқармақ­чи. 43Әй оғлум, сән мениң дегинимни қил: дәрһал Һаран райониға, акам Лабанниң йениға қечип кәт. 44Акаң Әсавниң аччиғи янғичә, шу йәрдә тур. 45У сениң қилғанлириңни унтуп қалғанда, мән адәм әвәтип сени қайтуруп келимән. Немә үчүн бир күнниң ичидә һәр иккиңлардин айрилип қалғидәкмән, — деди.

Яқупниң Лабанниң йениға кетиши

46Рибәқа Исһаққа:

— Мән Әсавниң имансиз хитлардин алған әшу икки аялидин тоюп кәттим. Әгәр Яқупму хитлардин қиз алса, униңдин өлгиним яхши, — деди.



*36. Яқуп дегән исимниң мәнаси «тапиниға есиливалғучи» болуп, бу бир идиом еди. Бу идиомниң мәнаси «алдамчидур».



 

28

1Исһақ Яқупни йениға чақирип, униңға дуа қилип, монуларни буйриди:

— Сән қананлиқ қизларға өйләнмә. 2Паддан-Аррам райониға берип, анаңниң атиси Бетуелниң өйигә бар. У йәрдә анаңниң акиси Лабанниң қизлиридин бирини ал. 3Һәммигә қадир Худа саңа бәхит ата қилип, көп пәрзәнт берип, уларни нурғун милләт қилғай! 4У Ибраһимға бәргән вәдиси бойичә саңа вә сениң әвлатлириңға бәхит ата қилғай. Сән һазир мусапир болуп яшаватқан йәрни, йәни Худа Ибраһимға вәдә берип бәрмәкчи болған зиминни саңа тәғдим қилғай!

5Шуниң билән Исһақ Яқупни Паддан-Аррам райониға, бовиси аррамлиқ Бетуелниң оғли Лабанниң йениға йолға салди. Лабан Рибәқаниң акиси болуп, Рибәқа болса, Әсав билән Яқупниң аниси еди.

Әсавниң йәнә бир аял елиши

6-7Әсав Исһақниң Яқупқа дуа қилип, уни Паддан-Аррамға өйлинишкә әвәткәнлигидин, шундақла Исһақ униңға дуа қилғанда, қананлиқ қизларға өйләнмәсликни тапилиғанлиғи һәм Яқупниң ата-анисиниң буйруғи билән Паддан-Аррамға кәткәнлигидин хәвәр тапти. 8Әсав буниңдин атиси Исһақниң қананлиқ аялларни яхши көрмәйдиғанлиғини чүшәнди. 9Шуңа у Ибраһимниң оғли Исмаилниң йениға берип, аяллириниң үстигә тағиси Исмаилниң қизи Маһалатни алди. Маһалат Небайотниң сиңлиси еди.

Яқупниң Бәйтәлдә чүш көрүши

10Яқуп Бәәршәбадин кетип, Һаранға қарап йолға чиқти. 11Күн патқанда у бир йәргә йетип келип, шу йәрдә қонди. У бир ташни бешиға қоюп, йәрдә йетип уйқиға кәтти. 12У чүшидә йәрдин таки асманғичә тақишидиған бир пәләмпәйни көрди. Худаниң периштәлири пәләмпәйдә жуқури-төвән меңип жүрәтти. 13У йәнә Пәрвәрдигарниң пәләмпәйниң үсти тәрәптә туруп, униңға: «Мән Пәрвәрдигар, боваң Ибраһим вә атаң Исһақ етиқат қилип кәлгән Худа болимән. Мән һазир сән ятқан зиминни саңа вә сениң әвлатлириңға ата қилимән. 14Уларниң сани йәрдики қумдәк көп болуп, шәриқтин ғәрипкә, җәнуптин шималға тарқилип, пүтүн зиминни қаплайду. Йәр йүзидики пүткүл милләтләр сән вә сениң әвлатлириң арқилиқ бәхит тапиду. 15Мән саңа яр болимән, сән қәйәргә барсаң, сени шу йәрдә қоғдаймән һәм сени бу йәргә қайтуруп келимән. Саңа бәргән вәдәмни әмәлгә ашурмиғичә, сени һәргиз ташлимаймән!» дәватқанлиғини көрди.

16Яқуп уйқисидин ойғинипла: «Мән билмәптикәнмән, Пәрвәрди­гар һәқиқәтән бу йәрдә екән!» деди. 17У қорқуп кетип: «Бу немә дегән қорқунучлуқ җай, дәл Худаниң өйи, асманға чиқидиған дәрваза екән!» деди.

18Әтиси таң сәһәрдила Яқуп орнидин туруп, бешиға қойған һелиқи ташни хатирә қилиш үчүн тикләп, үстигә яғ қуюп, уни Худаға атиди. 19Бу йәрниң бурунқи нами Луз болсиму, Яқуп уни Бәйтәл* дәп атиди.

20Андин у Худаға қәсәм қилип:

— Әгәр Сән маңа яр болуп, сәпиримдә мени қоғдап, маңа йемәк-ичмәк, кийим-кечәк йәткүзүп берип, 21мени жутумға аман-есән қайтурсаң, шу вақитта Саңа мәңгү әгишимән. 22Мән хатирә қилип таш тикләп қойған бу җай инсанлар Саңа ибадәт қилидиған муқәддәс җай болсун. Маңа беғишлиғанлириңниң ондин бирини Саңа тәғдим қилимән, — деди.



*19. Бәйтәл — «Худаниң өйи» дегән мәнани билдүриду.



 

29

Яқупниң Лабанниң өйигә бериши

1Яқуп сәпирини давамлаштуруп, шәриқ тәрәптикиләрниң зиминиға кәлди. 2У даладики бир қудуқниң йенида үч топ қойниң ятқанлиғини көрди. Падичилар қойлирини шу қудуқтин суғиратти. Қудуқниң ағзида бир йоған таш йепиқлиқ туратти. 3Қойларниң һәммиси йетип кәлгәндә, падичилар бирликтә қудуқниң ағзидики ташни домилитиветип, қойлирини суғиривелип, андин йәнә шу таш билән қудуқниң ағзини йепип қоятти.

4Яқуп бу падичилардин:

— Бурадәрләр, силәр қәйәрлик? — дәп сориди.

— Биз һаранлиқ, — дәп җавап қайтурушти улар.

5— Силәр Наһорниң оғли Лабанни тонамсиләр? — деди у.

— Тонуймиз! — дәп җавап бәрди улар.

6Яқуп йәнә:

— У саламәтму? — дәп сориди.

Улар:

— У наһайити яхши. Әйнә қараң! Униң қизи Раһилә қойлирини һайдап келиватиду, — деди.

7Яқуп уларға:

— Күн техи тик турса, қой падисини жиғидиған вақит болмиса, немиш­кә қойларни тезирәк суғирип, отлаққа апирип бақмайсиләр? — деди.

8Улар:

— Биз қойларниң һәммисини жиғип, падичилар билән бирликтә қудуқниң ағзидики ташни домилитивәтмигичә, қойларни суғирал­маймиз, — дәп җавап беришти.

9Яқупниң падичилар билән париңи техи түгимәйла, Раһилә пади­лирини һайдап йетип кәлди. 10Яқуп Раһилә билән тағиси Лабанниң қой падисини көрүпла, қудуқниң ағзидики ташни домилитиветип, униң қойлирини суғирип бәрди. 11-12Андин у Раһиләни сөйүп, һаяҗан билән жиғлап кәтти вә Раһиләгә:

— Мән сизниң дадиңизниң җийәни, йәни Рибәқаниң оғли боли­мән, — деди.

Раһилә жүгригән пети қайтип берип, атисиға ейтти. 13Лабан җийәни Яқупниң кәлгәнлигини аңлаш биләнла, униң алдиға жүгрәп чиқип, қучақлап сөйүп көрүшүп, өйигә башлап кирди. Яқуп униңға йүз бәргән пүтүн ишни ейтип бәрди.

14— Сән һәқиқәтән мениң җан-җигәр туққиним! — деди Лабан. Шундақ қилип, Яқуп у йәрдә бир ай турди.

Яқупниң алдинип қелиши

15Бир күни Лабан Яқупқа:

— Сән мениң җийәним болсаңму, маңа бекарға ишләп бәрсәң болмас. Ейтқин, қанчилик иш һәққи тәләп қилисән? — деди.

16Лабанниң икки қизи болуп, чоңиниң исми Леяһ, кичигиниң исми Раһилә еди. 17Леяһниң көзлири нурсиз еди, Раһилә болса гөзәл вә келишкән қиз еди. 18Яқуп Раһиләгә ашиқ болуп қалған еди. Шуңа у:

— Әгәр сиз Раһиләни маңа бәрсиңиз, мән сизгә йәттә жил ишләп берәй, — дәп илтимас қилди.

19Лабан униңға:

— Уни башқа биригә бәргинимдин саңа бәргиним әла! Сән мениң йенимда тур, — деди.

20Яқуп Раһиләни елиш үчүн йәттә жил ишләп бәргән болсиму, бу күнләр униңға бир нәччә күндәкла билинди. Чүнки у Раһиләни бәкму яхши көрәтти.

21Йәттә жил тошқанда, Яқуп Лабанға:

— Биз келишкән вақит тошти, қизиңизни маңа некалиққа бәргәйсиз! — деди.

22Буниң билән Лабан той зияпити тәйярлап, шу йәрдики һәммә кишиләрни тәклип қилди. 23Лекин той күни кечиси Лабан Раһиләниң орниға Леяһни бәрди. Яқуп униң билән бир орунда ятти. 24Лабан қиз хизмәткарлиридин Зилпани Леяһқа хизмәткар қилип бәрди.

25Пәқәт таң атқандила Яқуп аялиниң Леяһ екәнлигини билди. У Лабанға:

— Бу немә қилғиниңиз?! Мән Раһиләни дәп сизгә йәттә жил ишлидим. Мени немишкә алдидиңиз? — деди.

26Лабан униңға:

— Бу йәрниң урпи-адити бойичә чоң қиз ятлиқ қилинмиғичә, кичик қиз ятлиқ қилинмайду. 27Леяһ билән иккиңларниң бир һәптилик той мәрасимини өткүзгәндин кейинла, Раһиләниму некайиңға алсаң болиду. Бирақ униң үчүн маңа йәнә йәттә жил ишләп беришиң керәк! — дәп җавап бәрди.

28Яқуп мақул болди. Леяһ билән бир һәптилик той мәрасимини өткүзгәндин кейин, Лабан Раһиләниму униңға хотунлуққа бәрди. 29Лабан қиз хизмәткарлиридин Билһани Раһиләгә хизмәткар қилип бәрди. 30Яқуп Раһилә биләнму бир орунда ятти. У Раһиләни Леяһтин яхши көрәтти. Шундақ қилип, у Лабанға йәнә йәттә жил ишләп бәрди.

Яқупниң пәрзәнтлири

31Пәрвәрдигар Леяһниң Яқуп тәрипидин яхши көрүлмигәнлигини көрүп, униңға пәрзәнт ата қилди. Раһилә болса, туғмас еди. 32Леяһ һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: «Пәрвәрдигар мениң дәрдимни көрүпту, әнди йолдишим мени яхши көридиған болиду», деди. Шуңа у балиниң исмини Рубен* дәп қойди. 33У йәнә һамилдар болуп, иккинчи оғлини туғди. У: «Пәрвәрдигар маңа бу оғулниму бәрди, чүнки мениң яхши көрүлмигәнлигим Униңға йетипту», деди. Шуңа у балиниң исмини Шимон* дәп қойди. 34У йәнә һамилдар болуп, үчинчи оғлини туғди. У: «Әнди йолдишим маңа техиму йеқинлишиду, чүнки мән униңға үч оғул туғуп бәрдим», деди. Шуниң билән балиниң исмини Лавий* дәп қойди. 35У йәнә һамилдар болуп, төртинчи оғлини туғди. У: «Әнди мән Пәрвәрдигарға мәдһийә ейтай», деди, шуңа балиниң исмини Йәһуда* дәп қойди. Шуниңдин кейин у туғмиди.



*32. Рубен — «дәрдимни көрди» дегән сөз билән аһаңдаш.

*33. Шимон — «У аңлиди» дегән мәнани билдүриду.

*34. Лавий — «йеқинлишиш» дегән сөз билән аһаңдаш.

*35. Йәһуда — «мәдһийә» дегән сөз билән аһаңдаш.



 

30

1Раһилә Яқупқа бала туғуп берәлмигәчкә, һәдисигә көрәлмәс­лик қилип, Яқупқа:

— Мәндинму бала тепиң, болмиса өлгиним яхши! — деди.

2Яқуп Раһиләгә аччиқлинип:

— Сени туғмас қилип қойған Худа турса, мән немә қилалаттим? — деди.

3Раһилә униңға:

— Сиз мениң қиз хизмәткарим Билһа билән бир орунда йетиң. У маңа бала туғуп бәрсун, буниң билән мәнму ана болуп қалай, — деди.

4Шундақ қилип, Раһилә қиз хизмәткари Билһани йолдишиға кичик хотунлуққа бәрди. Яқуп Билһа билән бир орунда ятти. 5Билһа һамилдар болуп, Яқупқа бир оғул туғуп бәрди. 6Раһилә: «Худа адил һөкүм чиқирип, дуайимни аңлап, маңа бир оғул бәрди!» деди. Шуңа балиниң исмини Дан* дәп қойди. 7Билһа йәнә һамилдар болуп, Яқупқа иккинчи оғулни туғуп бәрди. 8Раһилә: «Мән һәдәм билән қаттиқ күрәш қилип, ахири уни йәңдим», деди. Шуңа балиниң исмини Нафтали* дәп қойди.

9Леяһ өзиниң туғути тохтап қалғанлиғини сезип, хизмәткари Зилпани Яқупқа кичик хотунлуққа бәрди. 10Зилпа Яқупқа бир оғул туғуп бәрди. 11Леяһ: «Мән һәқиқәтән тәләйлик!» деди вә балиниң исмини Гад* қойди. 12Зилпа Яқупқа иккинчи оғулни туғуп бәрди. 13Леяһ: «Мән һәқиқәтән бәхитлик-һә! Аяллар мени бәхитлик аял дейишиду!» деди. Шуңа балиниң исмини Ашер* дәп қойди.

14Ома мәзгилидә Леяһниң чоң оғли Рубен буғдайлиқтин туғмас­лиқ кесилигә шипа болидиған бир хил дора өсүмлүк тепивелип, Леяһқа бәрди. Буни көргән Раһилә Леяһқа:

— Маңа оғлуң тепивалған дора өсүмлүктин бир аз бәргинә, — деди.

15Леяһ униңға:

— Мениң йолдишимни тартивалғиниң йәтмәмду? Әнди мениң оғлум тепивалған дора өсүмлүкниму тартивелип, мени бала туғуш­тин мәһрум қилмақчимусән? — дәп җавап қайтурди.

Раһилә:

— Әгәр сән оғлуң тепивалған дора өсүмлүкни маңа бәрсәң, бүгүн кечә Яқуп сән билән биллә болсун, — деди.

16Шу күни күн патқанда, Яқуп буғдайлиқтин қайтип кәлгинидә, Леяһ алдиға чиқип, униңға:

— Бүгүн ахшам чоқум мән билән йетиң. Чүнки оғлум тепивалған дора өсүмлүкниң төләмигә сиз билән бүгүн кечә бир орунда болуш һоқуқиға ериштим, — деди. Шуңа у кечә Яқуп Леяһ билән биллә ятти.

17Леяһниң дуаси Худаға йәтти. У йәнә һамилдар болуп, Яқупқа бәшинчи оғулни туғуп бәрди. 18Леяһ: «Худа маңа әҗир қилди, чүнки мән өз хизмәткаримни йолдишимға бәрдим!» деди. Шуңа у балиниң исмини Иссакар* дәп қойди.

19Леяһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа алтинчи оғулни туғуп бәрди. 20У: «Худа маңа қиммәтлик соға бәрди. Әнди йолдишим маңа яхши муамилә қилиду, чүнки мән униңға алтә оғул туғуп бәрдим», деди. Шуңа у балиниң исмини Зәбулун* дәп қойди. 21Униңдин кейин у бир қиз туғди вә униң исмини Дина дәп қойди.

22Кейин Худа Раһиләни яд етип, дуасини иҗавәт қилип, уни туғидиған қилди. 23У һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: «Худа маңа оғул берип, мени номустин халас қилди. 24Пәрвәрдигардин йәнә бир оғул тиләймән!» деди. Шуңа оғлиниң исмини Йүсүп* дәп қойди.

Яқупниң бейип кетиши

25Раһилә Йүсүпни туққандин кейин, Яқуп Лабанға:

— Маңа рухсәт қилиң, өз жутумға қайтай. 26Аял вә бала-җақили­римни елип кетишимгә рухсәт қилиң. Улар мениң сизгә ишләп бәргән иш һәққим болсун. Мениң сизгә қандақ тиришип ишлиги­ним өзиңизгә мәлум, — деди.

27Лабан униңға:

— Сән мәндин хошал болсаң, мениң йенимдин кәтмә. Мән һазир бай болуп кәттим. Пәрвәрдигарниң маңа бәхит ата қилғанлиғини сениң йенимда бар болғиниңдин екәнлигини пал ечиш арқилиқ билдим.* 28Ейтқин, қанчилик һәқ сорисаң, җәзмән шунчилик беримән, — деди.

29Яқуп мундақ җавап бәрди:

— Мениң қандақ җан тикип ишлигәнлигим, әҗрим билән қой-калилириңизниң қанчилик көпийип кәткәнлиги өзиңизгә аян. 30Мән келиштин илгири сизниң қол-илкиңиздә анчә йоқ еди, һазир байлиғиңиз шунчә көпәйди. Пәрвәрдигар мениң йениңизда болғинимдин сизгә бәхит ата қилди. Әнди мән өз аиләмни ойлишим керәк, — дәп җавап қайтурди.

31— Әмсә, саңа немә беришим керәк? — дәп сориди Лабан.

Яқуп мундақ җавап бәрди:

— Маңа иш һәққи керәк әмәс! Әгәр төвәндики бу тәкливимгә қошулсиңиз, падилириңизни давамлиқ бақай. 32Тәкливим мундақ: бүгүн падилириңизниң арисиға кирип, тағил, чипар вә қара қойларни һәм чипар вә тағил өшкиләрни айрип чиқай. Булар мениң иш һәққим болсун. 33Кәлгүсидә сизгә сәмимийлигимни мундақ көрсәтмәкчимән: сиз мениң иш һәққимни тәкшүрүп кәлгиниңиздә, әгәр мениң падилиримниң ичидә тағил вә чипар болмиған өшкә яки қара болмиған қойларни учратсиңиз, уларни оғрилап келингән дәп биләләйсиз.

34Лабан:

— Сениң тәкливиңгә қошулдум, дегиниңдәк болсун! — деди.

35Бирақ шу күни Лабан әсли Яқупқа тегишлик болған тағил вә чипар әркәк өшкиләр билән чипар вә ақ рәң арилашқан чиши өшкиләрни һәм барлиқ қара қойларни астиртин айрип чиқип, өз оғуллириға бақтурди. 36Андин у бу малларни Яқуптин үч күнлүк йол жирақлиқтики бир җайға елип кәтти. Яқуп Лабанниң қалған падилирини бақти.

37Буни билгән Яқуп терәк, бадам вә чинар дәрәқлиридин көк шахларни кесип, қовзиғини тағил шәкилдә, йәни бир йолида қовзақ бар, йәнә бир йолида қовзақ йоқ қилип сойди. 38-39У бу шахларни малларниң оқурлириға, йәни малларниң алдиға санчип қойди. Маллар су ичкили кәлгәндә, шу йәрдә җүплишип қалатти. Маллар шахларниң алдида җүпләшсә, тағил вә чипар қозиларни туғатти. 40Яқуп уларни қалғанлардин айрип қойди. У қалғанларни Лабанниң тағил вә қара қойлириға қаритип қоюп уруқландурди. Шундақ қилип, Яқуп өз падилирини көпәйтти һәм Лабанниң падилиридин айриди. 41Сағлам маллар җүпләшсә, Яқуп шахларни уларниң алдидики оқурға санчип қоятти, маллар шу шахларниң йенида җүплишәтти. 42Лекин тени аҗиз маллар җүпләшсә, шахларни санчиматти. Узун өтмәй, оруқ маллар Лабанға қелип, семиз маллар Яқупқа өтти. 43Шундақ қилип, Яқуп барғансири бейип, нурғун қой падилар, әр-аял қуллар, төгә вә ешәкләргә егә болди.



*6. Дан — «адил һөкүм чиқириш» дегән сөз билән аһаңдаш.

*8. Нафтали — «күришим» дегән мәнани билдүриду.

*11. Гад — «тәләйлик» дегән мәнани билдүриду.

*13. Ашер — «бәхитлик» дегән мәнани билдүриду.

*18. Иссакар — «әҗир» дегән сөз билән аһаңдаш.

*20. Зәбулун — «соға» дегән сөз билән аһаңдаш.

*24. Йүсүп — «йәнә бәрсун» дегән сөз билән аһаңдаш.

*27. Пал ечиш — Худа мәнъий қилған иш.



 

31

Яқупниң Лабанниң йенидин қечиши

1Яқуп Лабанниң оғуллириниң: «Атимизниң пүтүн мал-мүлкини Яқуп булавалди. Униң пүтүн байлиғи бизниң атимизға тәәллуқ!» дегәнлигини аңлап қалди. 2Яқупниң өзиму Лабанниң бурунқидәк достанә муамилә қилмайватқанлиғини сәзди. 3Бу чағда Пәрвәрдигар Яқупқа: «Сән ата-боваң яшиған жутуңға, йәни уруқ-туққанлириңниң йениға бар, Мән саңа яр болимән», деди.

4Буниң билән Яқуп Раһилә билән Леяһқа адәм әвәтип, уларни өзи қой бақидиған йәргә келип, өзи билән көрүшүшни буйриди 5вә уларға:

— Дадаңларниң маңа бурунқидәк достанә муамилидә болмайват­қан­лиғини сезиватимән. Лекин атам етиқат қилип кәлгән Худа маңа яр болуп кәлмәктә. 6Силәргә мәлумки, мән пүтүн күчүм билән атаңларниң хизмитини қилдим. 7Лекин у мени алдап, иш һәққимни он қетим өзгәртти. Гәрчә у шундақ қилған болсиму, Худа униң маңа зиян йәткүзүшигә йол қоймиди. 8Лабан: «Чипар маллар сениң иш һәққиң» дегәндә, пүтүн маллар чипар қоза туғди, «Тағил маллар сениң иш һәққиң» дегәндә, пүтүн маллар тағил туғди. 9Шундақ қилип, Худа атаңларниң маллирини маңа елип бәрди.

10Бир қетим қойлар җүплишидиған мәзгилдә, мән бир чүш көрдүм. Чүшүмдә җүплишиватқан әркәк өшкиләрниң һәммисиниң тағил вә чипар екәнлигини көрдүм. 11Худаниң периштәси чүшүмдә: «Әй Яқуп!» деди. Мән: «Ләббәй!» дедим. 12У: «Қара, җүплишиватқан әркәк өшкиләрниң һәммиси тағил вә чипар. Мениң бундақ қилишимниң сәвәви, Лабанниң саңа қилғанлириниң һәммисини көрүп турдум. 13Мән болсам Бәйтәлдә саңа көрүнгән Худадурмән. Сән у йәрдә бир ташни Маңа атап хатирә қилип тиклидиң, униң үстигә яғ қуйдуң вә у йәрдә Маңа қәсәм бәрдиң. Әнди сән өз жутуңға қайтип кетишкә һазирлан!» деди.

14Раһилә билән Леяһ Яқупқа мундақ җавап бәрди:

— Биз бәри бир атимиздин бирәр нәрсә мирас алалмаймиз. 15У бизни таланиң адими дәп қарайду. У бизни сатти вә бизниң тойлуғумизниму йәп кәтти. 16Худа бизниң дадимиздин сизгә елип бәргән байлиқ, әсли дадимизға әмәс, бәлки бизгә вә бизниң пәрзәнтлиримизгә мәнсүп. Худа сизгә немә дегән болса, шуни қилиң!

17-18Буниң билән Яқуп Қананға, йәни атиси Исһақниң йениға беришқа һазирланди. У аяллири, бала-җақилирини төгигә миндүрүп, пүтүн мал-варанлирини һайдап, өзиниң Паддан-Аррамда топлиған мал-мүлүклирини елип қечип кәтти.

19Раһилә атиси Лабанниң қой қирқиғили кәткәнлигидин пайдили­нип, униң бутлирини* оғриливалди. 20Яқуп Лабанға уқтурмай, оғрилиқчә йолға чиқти. 21У өзиниң барлиқ тәәллуқатлирини елип алдирап қечип, Фират дәриясидин өтүп, Гилиад идирлиғиға қарап раван болди.

Лабанниң Яқупни қоғлиши

22Үч күндин кейин Лабанға Яқупниң қечип кәткәнлиги тоғрисида хәвәр йәтти. 23У өз туққанлирини елип, Яқупни қоғлиди һәм йәттә күндин кейин Гилиад идирлиғида Яқупқа йетишти. 24Шу күни кечидә Худа Лабанниң чүшидә көрүнүп, униңға: «Еһтият қил! Яқупқа тосқунлуқ қилма», деди.

25Яқуп чедирини Гилиад районидики бир тағниң ичигә қурған еди. Лабан вә униң туққанлириму Яқупқа йетишип, чедирлирини шу әтрапта тикти.

26Лабан Яқупқа:

— Сән немә үчүн мени алдап, қизлиримни әсиргә охшаш елип кәттиң? 27Немә үчүн гәп-сөз қилмай, оғрилиқчә қачтиң? Әгәр сән маңа уқтуруп қойған болсаң, мән сени чоқум хошал-хорамлиқ билән чилтар челип, нахша ейтип, даға-думбақ ичидә узитип қоймамтим? 28Әң болмиғанда, маңа нәврилирим билән қизлиримни сөйүп узитип қоюш пурситиниму бәрмидиң. Бундақ қилишиң бәкму ахмақлиқ болди! 29Әслидә әдивиңни беридиған күчүмму бар еди. Лекин түнүгүн кечә атаң етиқат қилип кәлгән Худа саңа тосқунлуқ қилмаслиғимни ейтти. 30Мән өз жутуңни сеғинғанлиғиңни, аиләңгә қайтмақчи болғанлиғиңни чүшинимән. Лекин мениң бутлиримни немишкә оғрилап қачтиң? — деди.

31Яқуп униңға:

— Мән сизни қизлириңизни қолумдин зорлуқ билән тартип кетәрмикин дәп ойлап, интайин қорқуп қачқан едим. 32Лекин бутлириңизға кәлсәк, бутлириңиз кимдин чиқса, шу тирик қалмисун! Туққанлириңиз гува болсун. Қолумизда өзиңизгә тәвә немә тапсиңиз, шуни елип кетиң, — дәп җавап қайтурди. Чүнки Яқуп Раһиләниң атиси Лабанниң бутлирини оғриливалғанлиғини билмәтти.

33Лабан алди билән Яқупниң чедириға кирип ахтурди. Кейин Леяһ вә икки қиз хизмәткарниң чедирлириға кирип ахтурди, бирақ һеч немә тапалмиди. Андин у Раһиләниң чедириға кирди. 34Раһилә атисиниң бутлирини төгидики хурҗунға йошуруп қоюп, өзи үстидә олтиривалған еди. Лабан чедирни ахтуруп чиқип, һеч нәрсә тапалмиди. 35Раһилә атисиға:

— Хапа болмаң, дада, мән ай көрүп қалдим. Алдиңизда өрә турғидәк һалим йоқ, — деди.

Лабанниң ахтурмиған йери қалмиди, лекин бутларни тапалмиди.

36Буниң билән Яқуп дәрғәзәпкә келип, Лабанға мундақ деди:

— Сиз мениң кәйнимдин шунчә қоғлап кәлгидәк, мән зади немә гуна қилдим, қайси қаидә-низамға хилаплиқ қилдим? 37Пүтүн жүк-тақилиримни ахтуруп чиқтиңиз, зади бирәр нәрсиңизни таптиңизму? Қени, уни чиқирип, сизниңму, мениңму туққанлиримизниң алдида көрситиң! Көпчилик көрүп беқип, аримизда кимниң һәқ, кимниң наһәқлиғигә һөкүм қилсун. 38Мән сизниң йениңизда болған жигирмә жил ичидә қой, өшкилириңиздин бала ташлиғиниму йоқ, бирәрсини йегинимму йоқ. 39Жиртқуч һайванлар өлтүрүвәткән қойларниму сизгә әкелип көрсәтмәй, өзәмниң қойлиримдин сәпләп қойдум. Кечиси болсун, күндүзи болсун, қойларни оғри алса, маңа төләттиңиз. 40Мән һемишәм күндүзи иссиқниң дәрдини тартсам, кечиси соғниң дәрдидин кечичә көзүмни жумалмидим. 41Жигирмә жилдин бу ян сизгә мана шундақ ишләп кәлдим. Икки қизиңизни елиш үчүн он төрт жил, падилар үчүн алтә жил ишлидим. Шундақ болсиму, иш һәққимни он қетим өзгәрттиңиз! 42Бовам Ибраһим етиқат қилған, атам Исһақ садақәтмән болуп кәлгән Худа маңа яр болмиған болса, сиз мени чоқум қуруқ қол қайтурған болаттиңиз. Лекин Худа мениң дәрдимни, җапалиқ әҗримни көрүп, түнүгүн кечә сизни әйиплиди.

Яқупниң Лабан билән келишим түзүши

43Лабан Яқупқа җававән:

— Бу қизлар мениң қизлирим, бу балилар болса, мениң нәврили­рим. Қойларму мениң қойлирим, көз алдиңдики нәрсиләрниң һәммиси мениң. Мән қизлирим билән нәврилиримни елип қалал­миғандикин, 44бизниң бир келишим түзгинимиз түзүктәк туриду. Түзгән келишимимизни унтуп қалмаслиғимиз үчүн, бу йәргә таш догилайли, — деди.

45-46Шуниң билән Яқуп қолиға йоған бир ташни елип, уни тикләп қойди вә туққанлириға таш жиғдуруп, дога қилип қойди. Кейин көпчилик таш догисиниң йенида тамақ йейишти. 47Лабан өз тилида бу йәрни Җәгар-Сахадута дәп атиди. Яқуп өз тилида Галеад* дәп атиди.

48Лабан Яқупқа:

— Буниңдин кейин бу таш догиси иккимизниң оттурисидики келишимни әслитиш хатириси болсун, — деди. Мана бу у йәрниң Галеад дәп атилишиниң сәвәвидур.

49Лабан йәнә:

— Биз айрилғандин кейин, Пәрвәрдигар үстимиздин күзитип турсун, — деди. Шуңа бу җай Миспаһ* аталди. 50Лабан кәйнидин:

— Әгәр сән қизлиримға яман муамилә қилсаң яки уларниң үстигә хотун алсаң, башқилар билмигән тәғдирдиму, есиңдә болсунки, Худа бизни күзитип туриду. 51Мән иккимизниң оттурисида бу ташларни догилидим һәм бу ташни түврүк қилип тиклидим. 52Бу бизгә гува болсунки: мән һәргиз булардин һалқип өтүп, саңа зиянкәшлик қилмаймән, сәнму булардин һалқип өтүп, маңа зиянкәшлик қилмайсән. 53Иккимизниң арисида Ибраһим, Наһор вә уларниң атиси етиқат қилған Худа һөкүм қилсун, — деди.

Шуниң билән Яқуп бу келишимгә вапа қилиш үчүн өз атиси Исһақ садақәтмән болуп кәлгән Худаниң нами билән қәсәм қилди. 54Андин у тағда мал боғузлап, қурванлиқ қилди һәм туққанлирини тәклип қилип, улар билән һәмдәстихан болди. Тамақтин кейин улар шу йәрдә қонди. 55Әтиси таң сәһәрдә Лабан нәврилири вә қизлирини сөйүп, уларға бәхит тиләп, өйигә қайтти.



*19. Бут — елип жүрүшкә болидиған кичик һәйкәл. Раһилә бутларға ибадәт қилидиған хәлиқ арисида чоң болған болуп, у чағда у өз динидин техи пүтүнләй қайтмиған еди.

*47. Җәгар-Сахадута вә Галеад — «келишимни әслитидиған дога» дегән мәнани билдүриду.

*49. Миспаһ — «күзитиш мунари» дегән мәнани билдүриду.



 

32

Яқупниң Әсавниң алдиға хизмәтчилирини әвәтиши

1Яқуп сәпирини давамлаштуруватқанда, йол үстидә униңға Худаниң периштәлири учриди. 2Яқуп уларни көрүп: «Бу йәр Худаниң дәргаһи* екән!» деди вә у җайниң намини Маһанаим* дәп атиди.

3Яқупниң акиси Әсав Идом, йәни Сәир районида турувататти. Яқуп униң алдиға хәвәрчи әвәтип, 4уларға мундақ буйриди:

— Акам Әсавға мундақ дәңлар: «Қуллири Яқуптин салам! Униңдин сизгә мундақ хәвәр бар: ‹ Мән Лабанниң йенида та һазирғичә туруп, әнди қайтип кәлдим. 5Мәндә кала, қой, өшкә, ешәк вә қуллар бар. Яхши болуп қалайли, › дәп алдиңизға хәвәрчилиримни әвәттим!»

6Яқупниң хәвәрчилири қайтип келип, униңға:

— Биз акиңиз Әсав билән көрүштуқ. У төрт йүз адәмни елип, сиз билән көрүшкили йолға чиқти, — дәп җавап бәрди.

7Яқуп қорқунуч вә тәшвиш ичидә өз адәмлирини икки топқа бөлди һәм қой, өшкә, кала вә төгиләрниму иккигә айриди. 8У: «Әгәр Әсавниң адәмлири бир топқа һуҗум қилса, йәнә бир топ қечип қутулуп қалар», дәп ойлиди.

9Андин Яқуп мундақ дуа қилди:

— Әй бовам Ибраһим билән атам Исһақ етиқат қилип кәлгән Худа, дуайимға қулақ салғайсән! Әй Пәрвәрдигар, Сән мени жутумға һәм туққанлиримниң йениға қайтишқа буйруған вә һәммә ишлиримни оң қилип беридиғанлиғиңни ейтқан едиң. 10Мән Сениң мәндәк хизмәткариңға көрсәткән барлиқ меһриванлиғиң вә вападарлиғиңға лайиқ әмәсмән. Бурун мән Иордан дәриясидин өткинимдә, қолумда пәқәт бир һасила бар еди. Әнди бу икки топ кишини башлап қайтиватимән. 11Мени акам Әсавниң қолидин қутқузғайсән. Мән униң мени, һәтта хотун вә бала-җақилиримниму өлтүрүветишидин қорқимән. 12Һәммә ишлиримни асан қилидиған­лиғиң вә маңа деңиз бойидики қумдәк һәдди-һесапсиз нурғун әвлат беридиғанлиғиң тоғрисида қилған вәдәңни есиңдә тутқайсән.

13-15Яқуп у йәрдә бир кечә қонуп, өз мелиниң бир қисмини, йәни икки йүз өшкә, жигирмә текә, икки йүз сағлиқ қой, жигирмә қошқар, ботилақлири билән қошуп оттуз чиши төгә, қириқ кала, он буқа, жигирмә мада ешәк вә он һаңга ешәкни акиси Әсавға соға қилишқа таллиди. 16У бу малларни айрим-айрим пада қилип, һәр бир топ падиға хизмәтчи тайинлап, уларға:

— Силәр алдимда меңивериңлар. Һәр бир топ падиниң арисида бәлгүлүк арилиқ қоюп һайдаңлар, — деди.

17У йол башлап маңған хизмәтчисигә:

— Акам Әсав саңа учриғанда, әгәр: «Ғоҗайиниң ким? Қәйәргә барисән, алдиңдики бу маллар кимниң?» дәп сориса, 18сән: «Булар хизмәткариңиз Яқупниң. Бу болса униң ғоҗайини Әсавға қилған соғиси. Өзи кәйнимиздә келиватиду», дәп җавап бәргин, — деди.

19-20У иккинчи, үчинчи вә башқа падилирини һайдиғанларниң һәммисигә:

— Силәр Әсавға учриғанда: «Хизмәткариңиз Яқуп кәйнимиздә келиватиду!» дейишиңлар керәк, — дәп буйриди.

Яқуп ичидә: «Мән бу соғилар билән униң аччиғини яндурсам, көрүшкән чеғимизда у бәлким мени кәчүрүветәр», дәп ойлиди.

21Шуниң билән у соға елип маңғучиларни авал йолға селиветип, кечини шу йәрдә өткүзди.

Яқупниң Худа билән челишиши

22Шу күни кечидә Яқуп орнидин туруп, икки аяли, икки кичик хотуни вә он бир пәрзәндини елип Яббук дәриясидин өтти. 23Уларни судин өткүзгәндин кейин, һәммә тәәллуқатлириниму қарши тәрәпкә өткүзүвәтти.

24Өзи болса бу тәрәптә ялғуз қалди. Андин бир Киши келип Яқуп билән таң атқичә челишти. 25У Киши Яқупни йеңәлмәйдиғанлиғиға көзи йетип, униң ямпишиға тегип қойди. Буниң билән Яқупниң сүйиги орнидин чиқип кәтти.

26У Киши:

— Таң атай дәп қалди, Мени қоюп бәр! — деди.

— Сән маңа бәхит ата қилмиғичә, қоюп бәрмәймән, — деди Яқуп.

27У Киши униңдин:

— Исмиң немә? — дәп сориди.

— Исмим Яқуп,* — дәп җавап бәрди у.

28Һелиқи Киши йәнә:

— Буниңдин кейин исмиң Яқуп әмәс, Исраил* болсун, чүнки сән Худа вә инсан билән челишип шөһрәт қазандиң, — деди.

29Яқуп Униңдин:

— Ейтқин, сениң исмиң немә? — дәп сориди.

Һелиқи Киши:

— Исмимни сорима, — дәпла, Яқупқа бәхит ата қилди.

30Яқуп:

— Мән Худа билән үзму-үз көрүшкән болсамму, җеним сақ қалди! — деди.

Шуниң билән у бу йәрниң намини Пениәл* дәп атиди. 31Яқуп Пениәлдин йолға чиққанда, күн чиққан еди. Униң сүйиги орнидин чиқип кәткәчкә, асқап маңатти. 32Шу сәвәптин исраиллар та бүгүн­гичә һайванларниң ямпишиниң сиңирини йемәйду, чүнки Худа Яқупниң ямпишиға тәккән.



*2. Дәргаһ — Яқуп икки периштәниң бу йәргә орунлашқанлиғини көрүп, бу муһим орунни «Икки дәргаһ» дәп аташ арқилиқ, өзиниң Худаниң капалитигә еришидиғанлиғидин хәвәрдар екәнлигини ипадилигән.

*2. Маһанаим — «икки дәргаһ» дегән мәнани билдүриду.

*27. Яқуп — «алдамчи» дегән мәнани билдүриду.

*28. Исраил — «Худа билән челишти» дегән мәнани билдүриду.

*30. Пениәл — «Худаниң үзи» дегән мәнани билдүриду.



 

33

Яқупниң Әсав билән учришиши

1Яқуп Әсавниң төрт йүз кишини елип келиватқанлиғини көрүп, пәрзәнтлирини Леяһ, Раһилә вә икки кичик хотуниға бөлүп бәрди. 2У икки кичик хотунини балилири билән биринчи сәптә, Леяһни балилири билән иккинчи сәптә маңдурди. Әң кәйнидә Раһилә билән Йүсүпни маңдурди. 3Яқуп өзи уларниң алдида маңди. У акисиниң алдиға кәлгәндә, беши йәргә тәккидәк йәттә қетим егилип тазим қилди.

4Әсав униң алдиға жүгрәп берип, қучақлап сөйүп кәтти, һәр иккиси жиғлишип көрүшти. 5Әсав әтрапиға қарап, аяллар вә бали­ларни көрүп:

— Йениңдики бу кишиләр ким болиду? — дәп сориди.

Яқуп:

— Худа қуллириға яхшилиқ қилип, бу балиларни тәғдим қилди, — дәп җавап бәрди.

6Андин икки кичик хотуни балилирини башлап алдиға өтүп, Әсавға егилип тазим қилди. 7Кәйнидин Леяһ вә униң балилири, ахирида Йүсүп билән Раһиләму униң алдиға өтүп, егилип тазим қилди.

8Әсав йәнә:

— Падиларни алдиңда маңдуруштики мәхситиң немә? — дәп сориди.

— Мәхситим — яхши болуп қалайли дәп әвәткән соғамдур, — деди Яқуп.

9Бирақ Әсав:

— Укам, мениң тоққузум тәл. Бу нәрсиләр өзәңдә қалсун,— деди.

10— Яқ, мениң үзүмни қилсаң, соғамни қобул қилғайсән. Сән мени хошаллиқ билән қарши алдиң, дидариңни көргинимдә, Худаниң дидарини көргәндәк болдум. 11Мениң саңа елип кәлгән соғамни қобул қилғайсән, Худа маңа меһриванлиқ қилип кәлмәктә. У маңа еһтияҗлиқ болғанлиримниң һәммисини беғишлиди, — деди Яқуп.

Яқуп Әсавдин соғисини қобул қилишни қайта-қайта тәләп қилғачқа, Әсав ахир наилаҗ қобул қилди.

12— Әмсә маңайли! Мән сән билән биллә маңай, — деди Әсав.

13Бирақ Яқуп:

— Сән билисән, балилирим йол азавидин бәк аҗизлап кәтти, бу мозай, қозилар техи сүттин айрилмиған, шуңлашқа улардин хәвәр елишим керәк. Әгәр йәнә бир күнла маңидиған болсақ, һәммә кала, қойлар һалак болиду. 14Сән алдимизда меңип тур. Кала, қой вә балилар қанчилик маңалиса, мәнму шунчилик меңип, сән билән Сәирдә көрүшәй, — дәп җавап қайтурди.

15— Ундақ болса, мән адәмлиримдин бир нәччини саңа ярдәмгә қалдуруп кетәй, — деди Әсав.

Лекин Яқуп:

— Униңму һаҗити йоқ. Иккимизниң яхши болуп қалғини купайә, — дәп җавап қайтурди.

16Шуниң билән Әсав шу күнила йолға чиқип, Сәиргә қайтти. 17Яқуп болса, Суккот йезисиға берип, у йәрдә өзигә өй, маллириға лапас салди. Шуңа у йәрниң исми Суккот* дәп аталди.

18Яқуп Паддан-Аррамдин Қанан районидики Шәкәм шәһиригә аман-есән қайтип келип, шәһәр әтрапидики түзләңликкә чедирли­рини тикти. 19У бу йәрни Һамурниң оғуллиридин йүз күмүч тәңгигә сетивалди. (Шәкәм Һамурниң оғуллириниң бири еди.) 20У бу йәрдә қурван­лиқ суписини ясап, униңға Әл-Әлоһий-Исраил* дәп нам қойди.



*17. Суккот — «лапас» дегән мәнани билдүриду.

*20. Әл-Әлоһий-Исраил — «Исраил ибадәт қилған Худа» дегән мәнани билдүриду.



 

34

Шәкәмниң Динаниң номусиға тегиши

1Бир күни Яқупниң Леяһтин болған қизи Дина йәрлик қананлиқларниң қизлири билән көрүшкили чиқти. 2У йәрниң қәбилә башлиғи һивилардин болған Һамурниң Шәкәм исимлиқ бир оғли бар еди. У Динани көрүп, тутувелип номусиға тәгди. 3Униңға көйүп қелип, муһәббәт изһар қилди. 4У атиси Һамурдин:

— Қандақла болмисун, мошу қизни хотунлуққа елип бәр, — дәп тәләп қилди.

5Яқуп қизиниң номусиниң бузулғанлиғидин хәвәр тапти. Лекин у чағда униң оғуллири яйлақта мал беқиватқачқа, у давраң салмай, уларниң келишини күтти. 6Шәкәмниң атиси Һамур Яқупниң алдиға қизини сорап кәлгәндә, 7Яқупниң оғуллири яйлақтин йеңила кәлгән еди. Улар бу иштин хәвәр тепип, қаттиқ ғәзәпкә кәлди һәм Шәкәмниң Яқупниң қизиниң номусиға тегиши пүтүн исраил қәбилисини һақарәтләйдиған, йүз беришкә тегишлик болмиған сәт иш дәп қариди. 8Һамур уларға:

— Оғлум Шәкәм қизиңларни яхши көрүп қапту. Униң уни некайиға елишиға рухсәт қилғайсиләр. 9Биз икки қәбилә қуда болайли. Силәрниң қизлириңларни биз алайли, бизниң қизлиримизни силәр елиңлар. 10Шундақ қилип, силәр бизниң жутимизда халиған йериңларда олтирип, әркин оқәт қилип, йәр-зимин сетивалсаңлар болувериду, — деди.

11Арқидин Шәкәм өзи Динаниң атиси вә қериндашлиридин мундақ дәп илтимас қилди:

— Силәрниң көз алдиңларда меһир-шәпқәткә еришсәм, мәндин немә тәләп қилсаңлар, шуни беримән. 12Пәқәт мениң Динани некайимға елишимға рухсәт қилсаңлар, қанчилик тойлуқ тәләп қилсаңлар, қолум көксүмдә.

13Шәкәм Яқупниң қизи Динаниң номусиға тәккәнлиги үчүн, Динаниң акилири Шәкәмгә вә униң атиси Һамурға һейлә-микир сөзләр билән җавап қайтурди. 14Улар:

— Биз сиңлимизни хәтнә қилинмиған кишигә бәрмәймиз. Бундақ қилиш бизгә номус. 15Пәқәт силәр бир шәртни қобул қилсаңлар, силәрниң тәливиңларға мақул болимиз. Силәр бизгә охшаш һәммә әрлириңларни хәтнә қилдуруңлар. 16Шундақ болғанда, биз қизлиримизни силәргә беримиз һәм қизлириңларни алимиз вә жутуңларда туруп қелип, бир қәбилә болимиз. 17Әгәр силәр бизниң хәтнә қилиш тоғрисидики шәртимизни қобул қилмисаңлар, сиңлимизни бу йәрдин елип кетимиз, — деди.

18Уларниң бу сөзлири Һамур вә униң оғли Шәкәмниң қулиғиға яқти. 19Шәкәм Яқупниң қизиға көйүп қалған болғачқа, хәтнә қилдурушқа алдириди. У аилисиниң әң һөрмәткә сазавәр әзаси еди. 20Шуниң билән Һамур вә Шәкәм шәһәр дәрвазиси алдидики кишиләр жиғилидиған җайға берип, жут әһлигә:

21— Бу кишиләр инақ адәмләр екән. Улар бу йәрдә туруп, сода-сетиқ ишлири билән шуғулланса болғидәк. Бу жут кәң, улар сиғип кетиду. Биз уларниң қизлирини алсақ, улар бизниң қизлиримизни алса болиду. 22Лекин бу кишиләр бизгә өзгәрткили болмайдиған бир шәртни қоюватиду, йәни бизниң әрлиримиз уларниң әрлиригә охшаш хәтнә қилдурулуши керәк екән. Әгәр биз бу шәртни қобул қилсақ, улар биз билән биллә яшап, бир қәбилә болидикән. 23Биз уларни бу йәрдә турғузуп қелиш үчүн, бу шәрткә мақул болайли. Шундақ қилғанда, уларниң маллири вә пүтүн тәәллуқатлири бизниң болмамду? — деди.

24Һамур билән Шәкәмниң тәкливини шәһәр дәрвазиси алдида жиғилған пүтүн халайиқ қувәтлиди. Буниң билән шәһәрдики әрләрниң һәммиси хәтнә қилдурулди.

25Үч күндин кейин у йәрдики әрләр өзлирини хәтнә қилдуруп, техи сақаймиғанда, Яқупниң икки оғли, йәни Динаниң өз акилири Шимон билән Лавий қолиға қилич елип, тосалғусизла шәһәргә кирип, шәһәрдики пүтүн әрләрни қирип ташлиди. 26Һәтта Һамур билән оғли Шәкәмниму өлтүрүвәтти. Андин улар Шәкәмниң өйидин Динани елип чиқти.

27Чоң қирғинчилиқтин кейин, Яқупниң башқа оғуллири шәһәрни булаң-талаң қилип, сиңлиси үчүн интиқам алди. 28Улар қой, кала, ешәклирини вә шәһәрниң бағ-варанлиридики барлиқ нәрсиләрни булап кәтти. 29Шундақла улар йәнә барлиқ байлиқлирини, хотун-қизлирини, балилирини һәм өйлиридики бар бисатларни булаң-талаң қилди. 30Яқуп Шимон билән Лавийға:

— Силәр мени балаға тиқтиңлар. Бүгүндин башлап қананлиқлар, пәризиләр вә бу йәрдики башқа қәбилиләр маңа өчмәнлик қилиду. Бизниң адәм санимиз аз, әгәр улар бирлишип бизгә һуҗум қилса, пүтүн аилимиз һалак болиду, — деди.

31Лекин улар:

— Ундақта, улар сиңлимизға паһишә аялға қилған муамилини қилсунму?! — дәп җавап қайтурушти.


35

Худаниң Бәйтәлдә Яқупқа бәхит ата қилиши

1Худа Яқупқа:

— Сән акаң Әсавдин қечип Һаранға маңғиниңда, Бәйтәл шәһиридә саңа көрүнгән Худа Мән болимән. Сән әнди Бәйтәлгә берип, у йәрдә туруп қал вә Мән үчүн бир қурванлиқ суписини яса, — деди.

2Бу чағда Яқуп өз аилисидикиләргә вә униң билән биллә туруват­қанларға:

— Силәр бутлириңларни ташлаветип, өзәңларни паклап пакиз кийимләрни кийиңлар. 3Биз бу йәрдин кетип, Бәйтәл шәһиригә бари­миз. Мән у йәрдә Худаға атап бир қурванлиқ суписини ясимақ­чимән. Чүнки мән қийинчилиққа учрап, мусапир болуп жүргән вақтимда, Худа маңа ярдәм қилип, маңа яр болған еди, — деди.

4Буниң билән улар пүтүн бутлирини вә қулиғидики һалқиларни Яқупқа тапшурди. Яқуп бу нәрсиләрни Шәкәм шәһиригә йеқин җайдики емән дәриғиниң түвигә көмүп қойди.

5Яқуп вә униң оғуллири йолға чиққан вақитта, Худа әтраптики шәһәрләрниң хәлиқлиригә қорқунуч селип, уларниң кәйнидин қоғлаш­қа җүръәт қилалмайдиған қилип қойди. 6Яқуп пүтүн аилисидикиләр билән Қанан райониниң Луз дегән йеригә, йәни һазир Бәйтәл дәп атилидиған җайға йетип кәлди. 7Яқуп у йәрдә бир қурванлиқ суписини ясап, у йәрни Әл-Бәйтәл* дәп атиди. Чүнки у акисидин қечип Һаранға маңғанда, Худа у йәрдә униңға көрүнгән еди.

8Бәйтәлгә кәлгәндин кейин, Рибәқаниң баққан аниси Дебора вапат болди. У Бәйтәлниң җәнубидики чоң бир емән дәриғиниң түвигә дәпнә қилинди. У дәрәқ Аллон-Бақут* дәп аталди.

Худаниң Яқупниң исмини тәкрарлиши

9Яқуп Паддан-Аррам районидин Бәйтәлгә қайтип кәлгәндин кейин, Худа униңға йәнә көрүнүп, бәхит ата қилип:

10— Буниңдин кейин Яқуп әмәс, Исраил атилисән, — деди.

Шуниң билән Худа униң исмини Исраилға өзгәрткәнлигини тәкрарлиди. 11Худа униңға:

— Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән нурғун әвлат тепип көпәйгин. Нурғун хәлиқләр сениң нәслиңдин барлиққа келиду. Сән нурғун падишаларниң бовиси болисән. 12Мән Ибраһимға вә Исһаққа вәдә қилип бәрмәкчи болған зиминни саңа вә сениң әвлатлириңғиму тәғдим қилимән, — деди.

13Худа бу сөзни қилип болуп, Яқуп билән сөзләшкән йәрдин кәтти. 14Яқуп Худа өзигә сөзлигән җайда бир хатирә таш тиклиди. Униң үстигә Худаға атап шарап вә яғ қуйди. 15У Худа өзигә көрүнгән бу җайни Бәйтәл* дәп атиди.

Раһиләниң туғутта өлүп кетиши

16Яқуп вә аилисидикиләр Бәйтәлдин йолға чиқип, Әфрата шәһиригә аз қалғанда, Раһиләниң толғиғи тутуп, туғути қийин болди. 17Толғақ чидиғусиз қаттиқ кәлгәндә, туғут аниси униңға:

— Қорқма, йәнә бир оғул туғисән, — деди.

18Униң җени тумшуғиға келип, нәпәси тохтай дегәндә, балисиға Бинъони* дәп исим қойди. Балиниң дадиси болса, униңға Бинямин* дәп исим қойди.

19Раһилә вапат болуп, Әфратаға, йәни һазир Бәйтләһәм дәп атилидиған шәһәргә маңидиған йолниң бойиға дәпнә қилинди. 20Яқуп Раһиләниң қәбриниң үстигә бир хатирә таш қойған еди, бу таш һазирғичә бар. 21Андин Исраил (Яқуп) өз сәпирини давамлаштуруп, Мигдал-Едир дегән йәрдин өтүп чедирини тикти.

Яқупниң оғуллири

22Исраил у йәрдә турған вақтида, униң тунҗа оғли Рубен атисиниң кичик хотуни Билһа билән бир орунда йетип, бузуқчилиқ қилди. Исраил буниңдин хәвәр тапти.

Яқупниң он икки оғли болуп, 23Леяһтин туғулғанлири: тунҗа оғли Рубен, андин Шимон, Лавий, Йәһуда, Иссакар вә Зәбулунлардур. 24Раһиләдин туғулғанлири: Йүсүп вә Биняминдур. 25Раһиләниң қиз хизмәткари Билһадин туғулғанлири: Дан вә Нафталидур. 26Леяһниң қиз хизмәткари Зилпадин туғулғанлири болса: Гад вә Ашердур. Бу оғулларниң һәммиси Паддан-Аррамда туғулған еди.

Исһақниң аләмдин өтүши

27Яқуп атиси Исһақниң йениға, йәни Мамрә дегән йәргә кәлди. Мамрә болса Кириат-Арба, йәни Һибронниң йенида болуп, бу дәл Ибраһим билән Исһақ турған җай еди. 28Исһақ йүз сәксән яш өмүр сүрди. 29У узақ өмүр сүрүп, әҗдатлириниң қешиға кәтти. Уни оғуллири Әсав билән Яқуп дәпнә қилди.



*7. Әл-Бәйтәл — «Бәйтәлдики Худа» дегән мәнани билдүриду.

*8. Аллон-Бақут — «көз йеши дәриғи» дегән мәнани билдүриду.

*15. Бәйтәл — «Худаниң өйи» дегән мәнани билдүриду.

*18. Бинъони — «қайғулуқ оғлум» дегән мәнани билдүриду.

*18. Бинямин — «амәтлик бала» дегән мәнани билдүриду.



 

36

Әсавниң әвлатлири

1Төвәндикиләр Әсавниң әвлатлиридур. Әсавниң йәнә бир исми Идом еди. 2Әсав бир қанчә Қанан қизлирини әмригә алған болуп, улар хитлардин Елонниң қизи Адә, һивилардин Зибионниң оғли Анаһниң қизи Оһолибама, 3Исмаилниң қизи, Небайотниң сиңлиси Басиматлардур. 4Адәдин Әлифаз туғулди. Басиматтин Рәул туғулди. 5Оһолибамадин Йеуш, Ялам вә Кораһлар туғулди. Әсавниң бу оғуллириниң һәммиси Қананда туғулди.

6Әсав аяллири, пәрзәнтлири, аилисидики пүтүн адәмлири, пүтүн қой-кала вә Қананда тапқан мал-мүлүклирини елип, иниси Яқуптин айрилип, башқа йәргә көчүп кәтти. 7Бу иккисиниң қой-кала вә башқа тәәллуқатлири нурғун болғачқа, бу йәр уларға йетишмигән еди. 8Шуңа Әсав, йәни Идом Сәир тағлиқ райониға берип турди.

9Төвәндикиләр идирлиқ райони Сәирдики идомлиқларниң атиси Әсавниң әвлатлиридур. 10-13Әсавниң аяли Адә бир оғул туғди. Униң исми Әлифаз болуп, униңдин бәш оғул төрәлди. Улар: Тәман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназлардур. Әлифазниң кичик хотуни Тимна бир оғул туғди. Униң исми Амаләк еди.

Әсавниң аяли Басимат бир оғул туғди. Униң исми Рәул еди. Рәулдин төрт оғул төрәлди. Улар: Наһат, Зәраһ, Шамма вә Миззалардур.

14Әсавниң аяли Оһолибама Зибионниң нәвриси болса, Анаһниң қизи болуп, у Әсавға үч оғул туғуп бәрди. Улар: Йеуш, Ялам вә Кораһ­­лардур.

15Әсавниң әвлатлири төвәндики қәбилиләрниң қәбилә башлиқлири болди: Әсавниң тунҗа оғли Әлифаз Идом районидики тиман, омар, зәфо, кәназ, 16кораһ, гатам вә амаләк қатарлиқ қәбилиләрниң атисидур. Жуқуридики қәбилиләрниң нами Әсавниң аяли Адәдин болған әвлатларниң исимлиридур.

17Әсавниң оғли Рәул болса Идом районидики наһат, зәраһ, шамма вә мизза қатарлиқ қәбилиләрниң атисидур. Жуқуридики қәбилиләрниң нами Әсавниң аяли Басиматтин болған әвлатларниң исимлиридур.

18Йеуш, Ялам вә Кораһлар Әсавниң аяли Анаһниң қизи Оһолибама­дин туғулған болуп, улар өз намлиридики қәбилиләрниң атисидур. 19Жуқуридики қәбилиләр вә қәбилә башлиқлири Әсав, йәни Идомниң әвлатлиридур.

Сәирниң әвлатлири

20-21Идом районида олтиришлиқ аһалиләр төвәндики қәбилиләр­гә бөлүнгән. Улар: лотан, шобал, зибион, анаһ, дишон, әзәр вә дишанлардин ибарәт. Бу қәбилиләрниң намлири қәбилә башлиқ­лириниң исимлири билән аталған болуп, бу кишиләр һоритлардин болған Сәирниң әвлатлиридур.

22Лотанниң оғуллири: Һори вә Һимам болуп, Тимна болса Лотан­ниң сиңлисидур.

23Шобалниң оғуллири: Алван, Манаһат, Әбал, Шефо вә Онам­лардур.

24Зибионниң оғуллири: Айя вә Анаһтур. (Чөлдә атисиниң ешәк­лирини беқиветип, аршаңларни байқиған дәл мана шу Анаһ еди.)

25Анаһниң балилири: оғли Дишон вә қизи Оһолибамадур. 26Дишон­ниң оғуллири: Һәмдан, Әшбан, Итран вә Кәранлардур.

27Әзәрниң оғуллири: Билһан, Зааван вә Аканлардур.

28Дишанниң оғуллири: Уз вә Аррандур.

29-30Һоритлардин болған қәбилә башлиқлириниң исимлири Лотан, Шобал, Зибион, Анаһ, Дишон, Әзәр вә Дишанлардур. Кейинчә бу башлиқларниң исимлири Сәир районидики һоритлардин болған өз қәбилилириниң намлириға айланди.

Идомдики падишалар

31Исраилларниң техи падишаси болмай туруп, төвәндики падиша­лар Идомға һөкүмранлиқ қилди:

32Беорниң оғли Бела. У турған шәһәрниң нами Динһаба еди.

33Бела өлгәндин кейин, орниға босралиқ Зәраһниң оғли Йобаб чиқти.

34Йобаб өлгәндин кейин, орниға Тәмани районидин кәлгән Хушам чиқти.

35Хушам өлгәндин кейин, орниға Бедадниң оғли Хадад чиқти. У мидиянларни Моабта тар-мар қилған. У турған шәһәрниң нами Авит еди.

36Хадад өлгәндин кейин, орниға масриқалиқ Самла чиқти.

37Самла өлгәндин кейин, орниға дәрия бойиға җайлашқан Риһубот­тин кәлгән Шаул чиқти.

38Шаул өлгәндин кейин, орниға Акборниң оғли Баал-Ханан чиқти.

39Акборниң оғли Баал-Ханан өлгәндин кейин, орниға Хадад чиқти. У турған шәһәрниң нами Пау еди. Униң аяли Мәһетабел болса Мезаһабниң қизи болған Матридниң қизи еди.

40-43Әсав Идомдики тимна, алва, йәтәт, оһолибама, әла, пинон, кәназ, тәман, мибсар, магдийәл вә ирам қатарлиқ қәбилиләрниң атиси болуп, бу қәбилиләрниң намлири өз қәбилә башлиқлириниң исимлиридин кәлгән. Жуқурқи қәбилиләр олтирақлашқан җайлар шу қәбилиләрниң нами билән аталди.


37

Йүсүп вә униң қериндашлири

1Яқуп өз атиси турған Қанан районида олтирақлишип қалди. 2Төвәндикиләр Яқупниң аилисиниң иш-излиридур.

Йүсүп он йәттә яшқа киргән чағлирида, һемишәм атисиниң кичик хотунлири Билһа вә Зилпаниң оғуллириға ярдәмлишип, қой баққили чиқатти. У акилириниң қилған яман ишлирини атисиға мәлум қилип туратти. 3Исраил Йүсүпни башқа оғуллиридин көпирәк яхши көрәтти. Чүнки Йүсүп униң қериған вақтида тапқан балиси еди. Исраил Йүсүпкә бир ала тон тиктүрүп бәрди. 4Атилири­ниң уни өзлиридин артуқ көридиғанлиғини сәзгән акилири Йүсүпкә шунчилик өчмәнлик қилаттики, һәтта униңға силиқ гәпму қилматти.

5Бир күни Йүсүп чүш көрүп, уни акилириға ейтип бәрди. Улар униңға бурунқидинму өч болуп кәтти. 6У:

— Қулақ селиңлар! Көргән чүшүмни силәргә ейтип берәй. 7Биз һәммимиз етизда буғдай бағлаватқидәкмиз. Мениң бағлиған буғдийим тиклинип түз турғидәк, силәрниң бағлиғанлириңлар мениңкиниң әтрапида бешини егип тазим қилип турғидәк! — деди.

8Акилири униңдин:

— Сән падиша болуп, бизгә һөкүмранлиқ қилмақчиму? — дәп сориди. Йүсүп чүшини акилириға өрүп бәргәнлигидин, улар униңға техиму өч болуп кәтти.

9Кейин Йүсүп йәнә бир чүш көрүп, униму акилириға ейтип берип, уларға:

— Мән йәнә бир чүш көрүптимән. Чүшүмдә қуяш, ай вә он бир юлтуз маңа тазим қилип турғидәк! — деди.

10Йүсүп бу чүшни атисиғиму ейтип бәрди. Атиси уни әйипләп:

— Қандақ чүш бу? Сән анаң, акилириң вә мениң саңа баш егип тазим қилишимизни ойламсән? — деди.

11Буниң билән Йүсүпниң акилири униңға интайин көрәлмәслик қилишидиған болуп қалди. Лекин атиси бу ишни көңлигә пүкүп қойди.

Йүсүпниң Мисирға сетилиши

12Бир күни Йүсүпниң акилири Шәкәмдики яйлаққа атисиниң қойлирини баққили барған еди.

13Исраил Йүсүпкә:

— Акилириң Шәкәмдә қой беқиватиду. Сән уларниң йениға берип йоқлап кәлгин, — деди.

— Мақул, барай, — дәп җавап бәрди Йүсүп.

14Атиси униңға:

— Сән акилириңниң вә падиларниң аман-есән яки әмәслигини көрүп келип, маңа хәвәр қилғин, — деди. Буниң билән атиси Һиброн җилғисидин уни йолға салди.

Йүсүп Шәкәмгә берип, 15далада акилирини издәп жүргәндә, бир киши уни көрүп:

— Кимни издәватисән? — дәп сориди.

16— Акилиримни издәватимән. Уларниң қәйәрдә қой беқиватқан­лиғини ейтип бәрсиңиз, — деди у.

17У киши:

— Улар кетип қалди. Уларниң Дотанға бармақчи болғанлиғини аңлидим, — деди.

Шуниң билән Йүсүп акилириниң кәйнидин меңип, уларни Дотандин тапти.

18Улар Йүсүпни жирақтин көрүп, у йетип кәлгичә мәслиһәтлишип, уни өлтүрүвәтмәкчи болушти. 19Улар өз ара:

— Һелиқи чүш атиси кәпту. 20Мундақ қилайли! Биз уни өлтүрүп, өлүгини сүйи қуруп кәткән қудуққа ташлаветип, жиртқуч һайван йәп кетипту, дәйли. Қени, униң чүшиниң әмәлгә ашқинини бир көрәйли, — дейишти.

21Уларниң сүйиқәстини аңлиған Рубен Йүсүпни қутқузувалмақчи болуп:

— Уни өлтүрсәк болмайду! 22Уни зәхимләндүрмәй, чөлдики сүйи қуруп кәткән бу қудуққа ташлавәтсәкла болди, — деди.

Униң бундақ дейишидики мәхсәт, кейин Йүсүпни бир амал қилип, уларниң қолидин қутулдуруп, атисиға қайтуруп бериш еди.

23-24Йүсүп акилириниң йениға келиш биләнла, улар уни тутуп, учиси­дики ала тонини салдурувелип, уни бир сусиз қудуққа ташлавәтти.

25Улар тамаққа олтарғинида, бир топ исмаил қәбилисидин болған содигәрләр карвининиң Гилиадтин Мисир тәрәпкә кетиватқан­лиғини көрди. Улар төгилиригә дора-дәрмәк, мәлһәм вә мурмәк­киләрни артип кәлгән еди. 26Йәһуда өз қериндашлириға:

— Бизниң өз инимизни өлтүрүп, җинайитимизни йошурушимиз­ниң пайдиси немә? 27Уни өзимиз қол селип өлтүргинимиздин көрә, исмаилларға сетивәткинимиз түзүк. У қандақла болмисун бизниң инимиз, бизниң қан қериндишимиз, — деди. Қериндашлири буниңға қошулди. 28Шуңа Мидияндин кәлгән исмаил қәбилисидики содигәрләр у йәрдин өткәндә, Йүсүпниң акилири уни қудуқтин чиқирип, жигирмә күмүч тәңгигә баһалишип, исмаилларға сетивәтти. Бу кишиләр Йүсүпни Мисирға елип кәтти.

29Йүсүп содигәрләргә сетилғанда, Рубен йоқ еди. У қайтип кәлгәндин кейин, қудуқниң йениға берип, Йүсүпниң йоқлиғини көрүп, ечинған һалда кийимлирини житип, 30қериндашлири турған йәргә берип:

— Йүсүп йоқ! Өйгә қандақ баримән? — деди.

31Буниң билән улар өшкидин бирни боғузлап, Йүсүпниң ала тонини өшкиниң қениға миләп, 32атисиниң алдиға апирип:

— Биз бу ала тонни тепивалдуқ, бу Йүсүпниңму қандақ? — деди.

33Яқуп бу тонни тонуп:

— Бу мениң оғлумниңғу! У җәзмән жиртқуч һайванларға йәм бопту! — деди.

34Яқуп һәсрәттә кийимлирини житип ташлап, матәм кийимини кийип, оғли үчүн узунғичә һаза тутти. 35Униң қиз-оғуллириниң һәммиси униңға тәсәлла бәрсиму, қобул қилмиди. У:

— Мән таки өлгичә, оғлумға һаза тутимән! — деди.

У оғли Йүсүп үчүн давамлиқ һәсрәт чәкти.

36Шу арилиқта Мидияндин кәлгән һелиқи содигәрләр Йүсүпни Мисирға апирип, уни падишаниң бир әмәлдари — ясавуллар башлиғи болған Потифарға сетивәткән еди.


38

Йәһуда билән Тамар

1Шу күнләрдә Йәһуда өз қериндашлириниң йенидин кетип, Адуллам йезисидики Һира дегән кишиниң йениға чүшти. 2Йәһуда у йәрдә имансиз қананлиқ Шуаниң қизи билән тонушуп, уни некайиға алди. 3Қиз һамилдар болуп, бир оғул туғди. Йәһуда униң исмини Ер қойди. 4Қиз йәнә һамилдар болуп, иккинчи оғлини туғди. Униң исмини Онан қойди. 5Кейин үчинчи оғлини туғди. Униң исмини Шалаһ дәп қойди. Шалаһ туғулғанда, улар Кәзип дегән йәрдә еди.

6Йәһуда тунҗа оғли Ергә Тамар исимлиқ бир қизни елип бәрди. 7Ерниң қилиғи Пәрвәрдигарниң нәзәридә яман болғачқа, Пәрвәр­дигар униңму җенини алди.

8Бу чағда Йәһуда Ерниң иниси Онанға:

— Сән берип йәңгәң билән өйлинип, акаңниң нәслини давамлаш­тур. Бу сениң қилишқа тегишлик борчуң, — деди.

9Лекин Онан туғулидиған бала өзиниң болмайдиғанлиғини билип, һәр қетим йәңгиси билән бир орунда ятқанда акисиға нәсил қалдурмаслиқ үчүн, мәхсәтлик һалда уруқни йәргә ақтуруветәтти. 10Униң қилмишлири Пәрвәрдигарниң нәзәридә яман болғачқа, Пәрвәрдигар униңму җенини алди.

11Андин Йәһуда келини Тамарға:

— Оғлум Шалаһ чоң болғичә, атаңниң өйидә тул олтирип турғин, — деди. У Шалаһниңму икки акисидәк өлүп кетишидин қорқуп, шундақ дегән еди. Шуңа Тамар атисиниң өйигә қайтип кәтти.

12Мәлум мәзгилдин кейин, Йәһуданиң аяли болған Шуаниң қизи аләмдин өтти. Қарилиқ тутуш вақти өткәндин кейин, у адулламлиқ дости Һира билән биллә Тимнаһ дегән йәргә барди. У йәрдә униң хизмәтчилири қой қирқивататти.

13Бири Тамарға қейинатисиниң Тимнаһ дегән йәргә қой қирқи­ғили баридиғанлиғини ейтқан еди. 14Буниңдин хәвәр тапқан Тамар тул хотунлуқ кийимини селиветип, башқа кийимләрни кийивелип, башқиларға өзини тонутмаслиқ үчүн үзигә пәрәнҗә тартип, Тимнаһ йоли үстидики Енаим шәһириниң дәрвазисиға берип олтарди. Чүнки у Йәһуданиң кичик оғли Шалаһ чоң болуп қалған болсиму, Йәһуданиң өзини униңға некалимайдиғанлиғиға көзи йәткән еди.

15Йәһуда уни көргинидә, паһишә аял дәп қариди, чүнки у үзини йепивалған еди. 16Йәһуда униң өз келини екәнлигини билмәй, йолниң четигә берип, униңдин:

— Немә тәләп қилисән? — дәп сориди.

— Мән билән бир орунда ятсиңиз маңа немә берисиз? — деди Тамар.

17— Маллиримниң ичидин бир оғлақ әвәтип беримән, — дәп җавап бәрди у.

— Хоп, оғлақни әкелип бәргичә, бирәр нәрсиңизни гөрүгә қоюп кетиң, — деди Тамар.

18— Гөрүгә немә тәләп қилисән? — дәп сориди у.

Тамар:

— Бойнуңизға есиқлиқ мөрүңиз билән қолуңиздики һасиңизни, — деди.

Шуниң билән Йәһуда бу нәрсиләрни Тамарға берип, униң билән бир орунда ятти, Тамар һамилдар болуп қалди. 19Тамар атисиниң өйигә қайтип берип, үзидики пәрәнҗисини еливетип, туллуқ кийимлирини қайта кийивалди.

20Йәһуда дости Һирани у аялға бир оғлақ апирип берип, гөрүгә қойған нәрсилирини қайтуруп келишкә әвәтти. Лекин Һира уни тапалмиди. 21Һира Енаим шәһиридики кишиләрдин:

— Бурун йол бойида турған һелиқи паһишә аял нәгә кәтти? — дәп сориди.

Улар:

— Бу йәрдә паһишә аял задила болуп бақмиған, — дәп җавап беришти.

22Һира Йәһуданиң йениға берип, униңға:

— Уни тапалмидим. Униң үстигә шу йәрлик кишиләр: «Бу йәрдә паһишә аял болуп баққан әмәс!» дейишиду, — деди.

23Йәһуда униңға:

— Бопту, у нәрсиләрни алса алсун, башқиларниң мәсқирисигә қал­майли. Һәр һалда мән оғлақни әвәттим, бирақ сән уни тапалмапсән, — деди.

24Үч айчә өткәндин кейин, бири Йәһудаға:

— Келиниң Тамар бузуқчилиқ қилип, һамилдар бопту, — деди.

— Уни әкелип отқа ташлаңлар! — дәп ғәзәп билән буйруқ қилди Йәһуда.

25Тамар өйдин елип чиқилғанда, қейинатисиға адәм әвәтип:

— Мән бу нәрсиләрниң егисидин һамилдар болдум. Қарап беқиң! Бу мөр вә һаса кимниң? — деди.

26Йәһуда бу нәрсиләрни тонуп:

— Буниңға мән әйиплик! Мән әслидә уни оғлум Шалаһқа елип беришим керәк еди, — деди.

Шуниңдин кейин Йәһуда униң билән қайта бир орунда ятмиди.

27Тамар ай-күни тошқанда, қош гезәккә һамилдар болғанлиғини билди. 28Униң толғиғи тутуп, бир балиниң бир қоли чиқти. Туғут аниси у қолни тутуп, униңға қизил жип бағлап қоюп:

— Бу авал туғулғини, — деди. 29Лекин бала қолини тартип әкирип кетип, йәнә бири авал туғулди. Шуңа туғут аниси:

— Сән талишип, қандақму қериндишиңниң алдида чиқивалдиң? — дәп, балиниң исмини Парәс* дәп қойди. 30Кәйнидин қизил жип бағлап қоюлғини туғулди. Униң қолиға қип-қизил жип бағланған болғачқа, униңға Зәраһ* дәп исим қойди.



*29. Парәс — «талишип чиққан» дегән мәнани билдүриду.

*30. Зәраһ — «қип-қизил» дегән мәнани билдүриду.



 

39

Йүсүп билән Потифарниң аяли

1Исмаил қәбилисидики содигәрләр Йүсүпни Мисирға әкелип, Мисир падишасиниң бир әмәлдари — ясавуллар башлиғи Потифарға сатқан еди. 2Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болуп, униң һәммә ишлирини оң қилди. У мисирлиқ ғоҗайининиң өйидә турди. 3Потифар Пәрвәрдигарниң Йүсүпкә яр болуп, униң һәммә ишлирини оң қилғанлиғини байқиди. 4Потифар униңдин рази болуп, уни шәхсий ярдәмчи қилип, аилә ишлири вә пүткүл тәәллуқатини башқурушқа тайинлиди. 5Шу вақиттин башлап Пәрвәрдигар Потифарниң пүтүн аилисигә, мал-чарвилириға вә териқчилиғиға бәхит ата қилди. 6Потифар һәммини Йүсүпниң башқурушиға тапшуруп, өзиниң йемәк-ичмигидин башқа, һеч иш билән кари болмайдиған болди.

Йүсүп келишкән, чирайлиқ жигит еди. 7Узун өтмәй униңға ғоҗайининиң аялиниң көзи чүшүп қелип, униңға:

— Кәл, мән билән бир орунда ят! — деди.

8Йүсүп рәт қилип:

— Ойлап көрүң, ғоҗайиним барлиқ тәәллуқатини мениң баш­қурушумға тапшурди. Мән болғачқа, у пүтүн аилә ишлириға баш қатурмайду. 9Бу аилидә мән униңға охшаш һоқуқлуқ. Сиздин башқа һәммини маңа тапшурди. Сиз униң аяли турсиңиз, мән қандақму бундақ әхлақсиз ишни қилип, Худаниң алдида гунакар болай? — деди.

10Потифарниң аяли һәр күни шерин сөзләр билән Йүсүпни өзигә қаратсиму, Йүсүп униң билән бир орунда ятмақ түгүл, униң билән бир йәрдә олтиришниму рәт қилип кәлди.

11Бир күни Йүсүп өз иши билән өйгә кирди. У чағда өйдә башқа хизмәтчиләр йоқ еди. 12Потифарниң аяли Йүсүпниң тониға есиливелип:

— Кәлгин, бир орунда ятайли! — деди. Бирақ Йүсүп қечип, ташқи­риға чиқип кәтти. Тони болса, аялниң қолида қалди. 13У Йүсүпниң тонини ташлап қечип чиқип кәткинини көрүп, 14чуқан селип, өй хизмәтчилирини чақирип, уларға:

— Қараңлар, ерим әкәлгән ибраний қул бизгә һақарәт кәлтүрди. У мениң һоҗрамға кирип, номусумға тәгмәкчи болған еди, мән авазимниң баричә вақиридим. 15У мениң вақириғинимни аңлап, тонини елишқиму үлгирәлмәй, қечип чиқип кәтти, — деди.

16У Йүсүпниң тонини бәрмәй, ериниң келишини күтти. 17Ери кәлгәндә, униңға мундақ деди:

— Сиз әкәлгән һелиқи ибраний қул мениң һоҗрамға кирип, маңа һақарәт кәлтүрди. 18Мән вақириған едим, у тонини елишқиму үлгирәлмәй, қечип чиқип кәтти.

19Йүсүпниң ғоҗайини аялиниң: «Сениң қулуңниң маңа қилған муамилиси мана!» дегән сөзини аңлап, интайин ғәзәпләнди. 20У Йүсүпни тутуп, орда зинданиға қамап қойди. Буниң билән Йүсүп у йәрдә қамақта болуп қалди.

21Лекин Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болуп, униңға меһир-шәпқәт көрсәтти. Шуңа зиндан башқурғучи уни яхши көрүп қелип, 22уни зиндандики башқа җинайәтчиләрни башқуруш вә зиндан ишлириға җавапкәр болушқа тайинлиди. 23Йүсүп җавапкәр ишларға зиндан башқурғучи баш қатурмайдиған болди. Чүнки Пәрвәрдигар Йүсүпкә яр болғачқа, у башқурған һәммә ишлар оңушлуқ болған еди.


40

Йүсүпниң түрмидашлириниң чүшлиригә тәбир бериши

1Мәлум мәзгил өткәндин кейин, Мисир падишасиниң баш шарап қуйғучиси билән баш навайи падишаниң алдида хаталиқ өткүзди. 2Падиша ғәзәплинип, 3бу икки жуқури әмәлдарни ясавул мәһкимисидики зинданға, Йүсүп билән бир йәргә қамиди. 4Ясавул беги Йүсүпни бу икки әмәлдарни күтүшкә орунлаштурди. Улар зинданда бир мәзгил биллә турди.

5Бир күни кечидә баш шарап қуйғучи билән баш навай чүш көрди. Иккисиниң көргән чүшлириниң мәнаси охшиматти. 6Әтиси әтигәндә Йүсүп уларни йоқлап киргинидә, уларниң көңлиниң беарамлиғини билди. 7У улардин:

— Силәр бүгүн неманчила ғәмкин? — дәп сориди.

8Улар:

— Иккимиз ахшам чүш көрдуқ, лекин чүшүмизниң мәнасини йешип беридиған адәм йоқ, — дәп җавап беришти.

Йүсүп уларға:

— Чүшкә тәбир бериш қабилийити Худадин келиду. Чүшүңларни маңа ейтип бериңлар, — деди.

9Буниң билән баш шарап қуйғучи мундақ деди:

— Чүшүмдә алдимда бир түп үзүм көчитиниң турғанлиғини көрдүм. 10Көчәттә үч тал жумран шах болуп, көчәт бихлаш биләнла чечәкләп, мевә пишти. 11Қолумда падишаниң шарап җами болуп, мән үзүмләрни үзүп, ширнисини җамға сиқип, җамни падишаға сундум.

12Йүсүп мундақ деди:

— Бу чүшниң мәнаси мундақ: Үч жумран шах — үч күнни көрситиду. 13Үч күндин кейин падиша сизгә кәңчилик қилип, әсли мәнсивиңизни беридикән. Сиз падишаға бурун баш шарап қуйғучи болған вақтиңиздикидәк йәнә шарап тутидикәнсиз. 14Амма ишлириңиз оңушлуқ болғанда, мени унтуп қалмай, маңа һисдашлиқ қилғайсиз. Падиша алдида мениң үчүн гәп қилип, зиндандин чиқишимға ярдәм қилғайсиз. 15Мән әслидә ибраниймән, жутумдин наһәқ тутуп келингәнмән. Мисирдиму мени зинданға ташлиғидәк бирәр яман иш қилғиним йоқ.

16Йүсүпниң баш шарап қуйғучиниң чүшигә яхши тәбир бәргәнлигини көргән баш навай Йүсүпкә мундақ деди:

— Мәнму бир чүш көрүптимән. Чүшүмдә бешимда үч севәттә нан бармиш. 17Әң үстидики севәттә падиша йәйдиған һәр хил ундин пиширилған назу-немәтләр бармиш, лекин уларни учар қанатлар йәватқидәкмиш.

18Йүсүп мундақ деди:

— Бу чүшниң мәнаси мундақ: Үч севәт үч күнни көрситиду. 19Үч күндин кейин падиша каллиңизни елип, җәсидиңизни дәрәққә асидикән, тениңизни болса учар қанатлар йәйдикән.

20Үч күндин кейин падишаниң туғулған күни болуп, падиша өз әмәлдарлириға зияпәт бәрди. У баш шарап қуйғучи билән баш навайни зиндандин чиқирип, әмәлдарларниң алдиға елип кәлди. 21У баш шарап қуйғучиниң мәнсивини әслигә кәлтүрди. 22Баш навайни болса, дарға асти. Бу ишлар дәл Йүсүпниң тәбиридәк болуп чиқти. 23Лекин баш шарап қуйғучи Йүсүпни есидин чиқирип, уни пүтүнләй унтуп қалди.


41

Йүсүпниң падишаниң чүшигә тәбир бериши

1Икки жилдин кейин Мисир падишаси мундақ бир чүш көрди: Чүшидә у Нил дәриясиниң бойида турупту. 2Йәттә сағлам һәм семиз кала дәриядин чиқип, қирғақтики қомучлуқта отлапту. 3Арқидин сәт вә қотур йәттә кала чиқип, қирғақтики йәттә семиз калиниң йенида турупту. 4Бу йәттә қотур кала һелиқи йәттә семиз калини йәветипту, у чағда падиша ойғинип кетипту.

5У қайта уйқиға кетип, йәнә бир чүш көрди: У бир түп буғдайниң толуқ вә йетилгән йәттә данә башақ чиқарғанлиғини көрүпту. 6Кәйнидин һелиқи буғдай йәнә иссиқ шамалдин солишип қалған дансиз йәттә башақ чиқирипту. 7Бу йәттә башақ һелиқи толуқ йетилгән йәттә башақни жутуветипту. Падиша ойғанса, бу чүши екән. 8Таң атқанда падиша беарам болуп, адәм әвәтип, Мисирдики пүтүн тәбирчиләр билән данишмәнләрни чақиртип, чүшлирини уларға ейтип бәрди. Лекин униң чүшлиригә һеч ким тәбир берәлмиди.

9Бу чағда баш шарап қуйғучи падишаға мундақ деди:

— Бүгүн ойлап бақсам, мениң өткүзгән хаталиғим есимгә кәлди. 10Бир қетим җанаплири бизгә қаттиқ ғәзәплинип, баш навай билән мени ясавул мәһкимисидики зинданға қамитип қойған едила. 11Бир күни кечидә биз иккилимиз чүш көрүптуқ. Көргән чүшлиримизниң мәнаси охшиматти. 12У чағда бир ибраний яш жигит биз билән бир зинданда еди. У әслидә ясавул бегиниң хизмәткари екән. Иккимиз чүшүмизни униңға ейтип бәрсәк, у чүшүмизгә тәбир бәргән еди. 13Нәтиҗидә ишлар дәл униң тәбиридәк болуп чиқти. Җанаплири мениң мәнсивимни әслигә кәлтүрүп, баш навайни дарға астила.

14Падиша Йүсүпни чақирип келишкә адәм әвәтти. Улар дәрһал берип, уни зиндандин чиқирип, чач-сақаллирини чүшәртип, кийим­лирини йеңилап, падишаниң алдиға елип кәлди. 15Падиша униңға:

— Мән бир чүш көргән едим. Чүшүмгә һеч ким тәбир берәлмиди. Бирақ аңлишимчә, сән тәбир берәләйдикәнсән, — деди.

16Йүсүп:

— Җанаплири, мән шәхсән өзәм чүшкә тәбир берәлмәймән, лекин Худа өзлиригә яхши тәбир бериду, — дәп җавап бәрди.

17Падиша мундақ деди:

— Чүшүмдә мән Нил дәриясиниң бойида туруптимишмән. 18Йәттә сағлам һәм семиз кала дәриядин чиқип, қирғақтики қомучлуқта отлавататти. 19Арқидин йәнә йәттә сәт қотур вә оруқ кала дәриядин чиқти. Мән бурун Мисирда бундақ қорқунучлуқ кала көрүп бақмиған едим. 20Бу қотур калилар һелиқи семиз калиларни йәвәтти, 21лекин йәнила бурунқидәк сәт едики, семиз калиларни йәвәткәндәк турматти. Бу чағда мән ойғинип кәттим.

22Кәйнидин йәнә бир чүш көрдүм. Чүшүмдә бир түп буғдай йәттә данә толуқ вә йетилгән башақ чиқарди. 23Кәйнидин йәнә йәттә данә иссиқ шамалдин солишип кәткән аҗиз вә дансиз башақ чиқарди. 24Бу дансиз башақлар һелиқи толуқ йетилгән данлиқ башақларни жутувәтти. Мән бу чүшни тәбирчиләргә ейтип бәргән едим, лекин һеч ким тәбир берәлмиди.

25Йүсүп падишаға мундақ деди:

— Бу икки чүшниң мәнаси бирдур. Худа Өзи қилмақчи болған ишларни җанаплириға алдин-ала билдүрүпту. 26Йәттә семиз кала йәттә жилни көрситиду. Толуқ йетилгән йәттә башақму йәттә жилни көрситиду. Бу икки чүшниң мәнаси охшаш. 27Кәйнидин чиққан йәттә қотур кала билән иссиқ шамалдин солишип кәткән йәттә дансиз башақ болса, йәттә ачарчилиқ жилни көрситиду. 28Демәк, мән һели өзлиригә дегинимдәк, Худа Өзи қилмақчи болған ишларни җанаплириға алдин-ала көрситипту. 29Пүтүн Мисирда мисли көрүлмигән йәттә баяшәтчилик жил болиду. 30Кәйнидин йәттә ачарчилиқ жил болуп, пүткүл Мисирни ачарчилиқ қаплап, илгирики баяшәт жилларни кишиләрниң ядидин чиқириветиду. 31Ачарчилиқ апити шундақ қаттиқ болидуки, кишиләр бурунқи баяшәт жилларни унтуп кетиду. 32Җанаплириниң охшаш икки чүш көрүшлири, Худаниң бу ишларни пат арида җәзмән әмәлгә ашуридиғанлиғини билдүриду.

33Шуниң үчүн җанаплириниң дөләтни башқурушқа әқил-парасәтлик вә жирақни көрәләйдиған бир кишини қоюшлирини 34һәм әмәлдарларни таллап, йәттә баяшәтчилик жиллирида пүтүн мәмликәттики деханчилиқ мәһсулатлириниң бәштин бирини жиғивелишлирини, 35шундақла уларға кәлгүсидики баяшәтчилик жиллирида һәр хил ашлиқни топлап, һәр қайси шәһәрләрдә ашлиқ сақлаш һоқуқини беришлирини вә ашлиқ ихтисат қилиш тоғрисида әмир чүшириш тәкливини беримән. 36Кәйни-кәйнидин келидиған йәттә ачарчилиқ жилида бу запас ашлиқ пүтүн мәмликәт хәлқини тәминләп, хәлиқни ач қелип өлүп кетиштин сақлап қалиду.

Йүсүпниң Мисирни башқуруши

37Падиша вә униң әмәлдарлири Йүсүпниң бу тәкливини қоллап-қувәтлиди. 38Шуниң билән падиша әмәлдарлириға:

— Биз бу ишни башқурушқа Йүсүптинму лайиқ кишини тапалмаймиз, чүнки униңда Худаниң Роһи бар екән! — деди.

39Андин падиша Йүсүпкә:

— Худа бу ишларни саңа уқтурған екән, сән чоқум һәммимиздин әқиллиқ вә жирақни көрәләйсән. 40Мән сени мәмликитимни башқу­рушқа тайинлаймән. Пүтүн хәлқим сениң әмриңгә бойсуниду. Мәмликитимдә пәқәт мениң һоқуқумла сәндин жуқури болиду. 41Һазирдин башлап сени Мисирниң баш вәзирлигигә тайинлидим, — деди.

42Буниң билән падиша өз бармиғидики мөрлүк үзүкни чиқирип, Йүсүпниң қолиға салди вә учисиға кәндир рәхттин тоқулған есил тон кийдүрүп, бойниға алтун зәнҗир есип қойди. 43У йәнә Йүсүпни ординиң вәзирлик һарвусиға олтарғузди. Һарвуниң алдида йол башлап кетиватқан муһапизәтчиләр йол бойидики кишиләрни униңға тазим қилишқа буйриди.

Шундақ қилип, Йүсүп баш вәзирликкә тайинлинип, пүтүн мәмликәт­ни башқурди. 44Падиша Йүсүпкә:

— Мән болсам падиша. Лекин Мисирда сениң рухситиңсиз һәр қандақ адәмниң мидир-сидир қилишиға рухсәт йоқ! — деди.

45-46Падиша Йүсүпкә мисирчә Зафанат-Панеаһ дәп исим қойди вә униңға Он шәһириниң роһанийи Потифераниң қизи Асенатни хотунлуққа елип бәрди.

Йүсүп Мисир падишасиниң хизмитини қилишқа башлиған вақтида оттуз яшта еди. У падиша ордисидин чиқип, Мисирниң һәр қайси җайлирини көздин кәчүрди. 47Йәттә баяшәтчилик жили мәзгилидә деханчилиқ мәһсулатидин мол һосул елинди. 48Йүсүп ашлиқни топлап, һәр қайси шәһәрләрдә запас ашлиқ мәркизини қуруп, әтраптики җайлардин жиғивелинған ашлиқни қуйди. 49Жиғилған ашлиқниң көплүги деңиз бойидики қумдәк һәдди-һесапсиз болғачқа, уни һесаплаш мүмкин әмәс еди.

50Ачарчилиқ жиллири йетип келиштин илгири Йүсүпниң аяли, йәни Он шәһириниң роһанийи Потифераниң қизи Асенат униңға икки оғул туғуп бәрди. 51Йүсүп: «Худа пүткүл дәрдимни вә атамниң аилисини көңлүмдин көтиривәтти», дәп тунҗа оғлиға Манассә* дәп исим қойди. 52У иккинчи оғлиға: «Худа мени азап-оқубәтлик йәрдә пәрзәнткә ериштүрди», дәп Әфраим* дәп исим қойди.

53Мисирлиқлар һөзүрләнгән йәттә баяшәт жил аяқлашти. 54Йүсүп алдин-ала ейтқандәк, йәттә ачарчилиқ жил арқа-арқидин кәлди. Әтраптики һәммә дөләтләрдиму ачарчилиқ йүз бәргән еди, лекин Мисирниң һәммә йеридә ашлиқ тепилатти. 55Мисирлиқлар ачарчилиқта қалай дегәндә, улар падишаға ялвуруп, ашлиқ тәләп қилди. Падиша уларға Йүсүпниң йениға беришни вә һәммә ишта униң орунлаштурушиға бойсунушни буйриди.

56Ачарчилиқ барғансири еғирлишип, Мисирниң һәммә йерини қаплашқа башлиди. Шуңа Йүсүп пүткүл ашлиқ амбарлирини ечип, запас ашлиқларни мисирлиқларға сетип бәрди. 57Әтраптики дөләтләрдики кишиләрму келишип, Йүсүптин ашлиқ сетивалди, чүнки һәммә йәрдә ачарчилиқ болуп, әһвал интайин еғир еди.



*51. Манассә — «унтулдурған» дегән сөз билән аһаңдаш.

*52. Әфраим — «ронақ тепиш» дегән сөз билән аһаңдаш.



 

42

Йүсүпниң қериндашлириниң Мисирға ашлиқ алғили бериши

1Қанан зиминидиму ачарчилиқ болған еди. Яқуп Мисирда ашлиқ барлиғини аңлап, оғуллириға:

— Силәр бир-бириңларға қаришипла турамсиләр! Немишкә бир чиқиш йолини тапмайсиләр? 2Аңлишимчә Мисирда ашлиқ бар екән. Ачлиқтин өлүп кәтмәйли, у йәргә берип, бир аз ашлиқ сетивелип әкелиңлар, — деди.

3Буниң билән Йүсүпниң он акиси Мисирға ашлиқ сетивалғили барди. 4Лекин Яқуп Йүсүпниң иниси Биняминни улар билән әвәтмиди, чүнки Яқуп униң бирәр яманлиққа учрап қелишидин қорқатти.

5Исраилниң оғуллири вә башқилар ашлиқ сетивалғили Мисирға беришти, чүнки Қанандиму ачарчилиқ еғир болған еди. 6Йүсүп Мисирниң баш вәзири болғачқа, һәр қайси җайлардин кәлгәнләргә ашлиқ сетип беришкә җавапкәр еди. Шуңа Йүсүпниң акилири униң алдиға келип, беши йәргә тәккичә униңға егилип тазим қилди. 7Йүсүп акилирини көрүпла тонуп қалди, лекин тонумасқа селивелип, улардин җиддий қияпәттә:

— Силәр қәйәрдин кәлдиңлар? — дәп сориди.

— Биз Қанандин ашлиқ сетивалғили кәлдуқ, — дәп җавап беришти улар.

8Йүсүп акилирини тонуған болсиму, лекин улар Йүсүпни тонуми­ған еди. 9У акилири тоғрисидики кичик вақтида көргән чүшлирини есигә елип, мәхсәтлик һалда уларға:

— Силәр җасус, мәмликитимизниң аҗиз йәрлирини чарлап билгили кәлдиңлар! — деди.

10Улар:

— Яқ, җанаплири, әрзимәс қуллири ашлиқ сетивалғили кәлди.

11Биз ака-укилар растчил адәмләрмиз, қуллири һәргиз җасус әмәс! — дәп җавап қайтурушти.

12Йүсүп уларға:

— Яқ, силәр мәмликитимизниң аҗиз йәрлирини чарлиғили кәлдиңлар! — дәп чиң турувалди.

13Улар:

— Әй җанаплири, қуллири әслидә бир атидин он икки қериндаш едуқ. Атимиз Қананда туриду, әң кичик инимиз униң йенида қалди, йәнә бир инимиз болса өлүп кәткән! — деди.

14Йүсүп йәнә чиң туруп:

— Яқ! Мән һазир ейтқандәк, силәр расттинла җасус. 15Силәрниң сәмимий яки сәмимий әмәслигиңларни синаш үчүн, падишаниң нами билән қәсәм қилимәнки, кичик иниңлар бу йәргә кәлмигичә, силәрни һәргиз қоювәтмәймән. 16Силәрдин бириңлар берип, уни елип келиңлар. Гепиңлар испатланғичә, қалғанлириңлар бу йәрдә зинданда турисиләр. Иниңларни әкәлмисәңлар, һәммиңлар чоқум җасус болуп һесаплинисиләр! — деди.

17Шуниң билән уларни зинданға қамап, үч күн тутуп турди.

18Үчинчи күни Йүсүп уларға:

— Мән Худаға садақәтмән адәммән. Әгәр силәр мениң шәртимни қобул қилсаңлар, бир қошуқ қениңлардин кечимән. 19Өзәңларниң сәмимий адәм екәнлигиңларни испатлаш үчүн, бир адимиңларни зинданда гөрүгә қоюп, қалғанлириңлар қайтип, алған ашлиқларни аиләңләр­дики ачарчилиқта қалғанларға йәткүзүп бериңлар. 20Андин кичик иниңларни бу йәргә елип келиңлар. Шундақ қилған­дила сөзүңларниң растлиғи испатлинидудә, өлүмдин аман қалисиләр! —деди.

Улар бу шәртни қобул қилип, 21өз ара: «Бурун биз инимизға зиянкәшлик қилғачқа, әнди униң угалиға қалдуқ! Биз униң азавини көрүп туруп, ялвурсиму писәң қилмиған едуқ. Шуңа бу бала-қазаға йолуқтуқ!» — дейишти.

22Рубен уларға:

— Мән силәргә: «Бу балиға тәгмәйли» десәм, силәр аңлимидиңлар. Әнди шу қан қәрзини төләйдиған болдуқ! — деди.

23Йүсүп уларниң сөзини чүшәнди. Акилири болса, буни билмәтти, чүнки Йүсүп улар билән тәрҗиман арқилиқ сөзләшкән еди.

24Йүсүп өзини чәткә елип, жиғлавәтти. Андин қайтип кирип, Шимонни айрип, уларниң алдида уни бағлатти.

Йүсүпниң акилириниң Қананға қайтиши

25Йүсүп хизмәтчилиригә акилириниң тағарлириға ашлиқ толтуруп, ашлиққа төлигән пуллирини тағарлириға селип қоюшни вә уларға йоллуқ озуқ-түлүк тәйярлап беришни буйриди. Һәммә тәйярлиқ пүткәндин кейин, 26улар алған ашлиқлирини ешәклиригә артип йолиға раван болди. 27Қоналғу җайға барғанда, уларниң бири ешәкләргә йәм бериш үчүн тағирини ечип, өз пулиниң тағарда турғанлиғини көрдидә, 28қериндашлириға:

— Улар пулумни қайтуруветипту. Мана тағарниң ичидә туриду! — деди. Улар аң-таң болуп, қорққан һалда өз ара: «Бу Худаниң бизгә қилған немә ишидур?» дейишти.

29Улар Қананға қайтип келип, атиси Яқупниң алдиға кирип, өткән ишларни униңға бир-бирләп сөзләп бәрди. 30Улар мундақ деди:

— Мисирниң баш вәзири бизгә қаттиқ гәп қилип, бизни уларниң дөлитини чарлиғили кәлгән, дәп әйиплиди. 31Биз униңға: «Биз җасус әмәсмиз, биз сәмимий адәмләр. 32Бир атидин җәми он икки қериндаш едуқ, бир инимиз өлүп кәтти. Әң кичик инимиз Қананда атимизға һәмра болуп қалди», дегән едуқ. 33Бирақ у: «Силәрниң сәмимий яки сәмимий әмәслигиңларни синаймән. Бир адимиңларни қамақта тутуп туримән. Қалғанлириңлар қайтип, алған ашлиғиңларни ачарчилиқта қалған аиләңләргә йәткүзүп бериңлар. 34Андин кичик иниңларни мениң йенимға елип келиңлар. Шундақ қилсаңлар, силәрниң җасус әмәс, бәлки сәмимий адәм екәнлигиңларға ишинип, қериндишиңларни қайтуруп беримән. Бу йәрдә туруп қелип, оқәт қилсаңларму болиду», деди.

35Кейин улар ашлиқларни төккәндә, өз пуллириниң тағарларда екәнлигини көрүшти. Ата-балилар пул қапчуқлирини көрүп, интайин қорқти. 36Яқуп уларға:

— Силәр мени һәммә оғуллиримдин айриветәмсиләр? Йүсүп йоқ болди, Шимонму йоқ. Әнди Биняминниму елип кәтмәкчи болдуңларму? Бала-қазаниң һәммиси мениң бешимғила келәм­диғанду! — деди.

37Рубен атисиға вәдә берип:

— Әгәр мән Биняминни қайтуруп кәлмисәм, мениң икки оғлумни өлтүрүветиң. Кичик инимиз Биняминни маңа аманәт қилиң, мән уни чоқум қайтуруп келимән, — деди.

38Лекин Яқуп уларға:

— Бу оғлум силәр билән бармисун! Униң бир қосақтин болған акиси өлүп кетип, ялғуз қалди. Мабада у йолда бирәр көңүлсизликкә йолуқуп қалса, мән һәсрәт чекип өлүп кетимән, — деди.


43

Йүсүпниң қериндашлириниң Биняминни Мисирға елип бериши

1Қанандики ачарчилиқ барғансири еғирлашти. 2Яқупниң аилисидикиләр Мисирдин елип келингән ашлиқни йәп болғандин кейин, Яқуп оғуллириға:

— Силәр йәнә бир аз ашлиқ сетивелип келиңлар, — деди.

3Йәһуда атисиға:

— Бирақ у адәм бизгә: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә, үзүмгә қариғучи болмаңлар», дегән. 4Әгәр сиз кичик инимизни биз билән биллә әвәтсиңиз, баримиз. 5Болмиса бармаймиз, чүнки у киши бизгә: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә, үзүмгә қариғучи болмаңлар» дегән, — деди.

6Исраил уларға:

— Силәр немишкә мени мундақ қийнайсиләр? Немә үчүн у кишигә: «Өйдә йәнә бир инимиз бар», дәп ейттиңлар? — деди.

7Улар мундақ җавап қайтурди.

— У киши бизни вә аилимизниң әһвалини кочилап сүрүштүрүп: «Атаңлар һаятму? Йәнә башқа қериндашлириңлар барму?» дәп сориди. Биз униң соалиға җавап бәрмисәк болматти. Биз униң «Кичик иниңларни елип келиңлар», дәйдиғанлиғини нәдин биләттуқ?

8Йәһуда Исраилға:

— Биняминни маңа тапшуруң. Биз дәрһал йолға чиқайли. Шундақ қилғанда, биз, сиз вә балилиримиз ачлиқтин өлмәймиз! 9Кичик инимға мән кепил, пүтүн җавапкәрликни үстүмгә алай. Мән уни аман-есән қайтуруп келип, өз қолуңизға тапшурмисам, өмүрвайәт әйиплик болуп кетәй! 10Әгәр биз вақитни кәйнигә сүрмигән болсақ, бу чаққичә икки қетим берип келәттуқ, — деди.

11Исраил уларға:

— Ундақ болса, мундақ қилиңлар. Баш вәзиргә бир аз мәлһәм, һәсәл, дора-дәрмәк, мурмәкки, пистә-бадам қатарлиқ әң яхши йәрлик алаһидә мәһсулатлардин соға алғач бериңлар. 12Йәнә бир һәссә артуқ пул алғач берип, алдинқи қетим тағарлириңларға селип қойған пулларни қайтуруп бериңлар. Еһтимал, бу ишта хаталиқ болған болуши мүмкин. 13Иниңларниму у кишиниң йениға тез елип бериңлар. 14Һәммигә қадир Худа униң көңлигә инсап берип, Бинямин билән Шимонни силәргә қошуп қайтурғай. Мабада тәғдир балилиримни мәндин айривәтсә, амалим қанчә! — деди.

15Буниң билән улар тәйярлиған соғилирини һәм бир һәссә артуқ пул вә Биняминни елип, йолға чиқти. Улар Мисирға барғандин кейин, Йүсүп билән көрүшти. 16Биняминниң улар билән биллә кәлгәнлигини көргән Йүсүп, мал-мүлкини башқурғучи ғоҗидарға:

— Бу кишиләрни өйүмгә елип бар, улар чүшлүк тамақта мән билән биллә болиду. Силәр бир мал союп, зияпәт тәйярлаңлар, — деди.

17Ғоҗидар буйруққа бенаән уларни Йүсүпниң өйигә елип барди. 18Улар ғоҗидар тәрипидин Йүсүпниң өйигә башлап берилғанлиғидин интайин қорқушуп: «Бизни чоқум алдинқи қетим тағарлиримизда қайтурулған пуллар сәвәвидин бу йәргә елип кәлди. Еһтимал, улар бизгә туюқсиз һуҗум қилип, ешәклиримизни тартивелип, бизни қул қилиши мүмкин!» — дейишти 19һәм Йүсүпниң дәрвазиси алдиға бериш биләнла улар ғоҗидарға:

20— Тәхсир! Алдинқи қетим биз бу йәргә ашлиқ алғили кәлгән едуқ. 21Өйгә қайтиш йолумизда қонидиған йәргә келип тағарларни ачсақ, пуллиримизниң тағарда өз пети турғанлиғини көрдуқ. Һазир бу пулларни қайтуруп бериш үчүн әкәлдуқ. 22Буниңдин башқа биз йәнә ашлиқ сетивалидиғанғиму пул әкәлдуқ. Алдинқи қетим тағарлиримизға пулларни ким селип қойдикин билмидуқ, — дейишти.

23Ғоҗидар уларға:

— Қорқмаңлар! Қорқмаңлар! Пуллириңларни мән тапшуруп алған едим. Уни тағарлириңларға чоқум Худа, йәни атаңлар етиқат қилип кәлгән Худа селип қойған охшайду, — деди. Андин у Шимонни зиндандин елип чиқип, уларға тапшуруп бәрди.

24Ғоҗидар уларни Йүсүпниң өйигә башлап, путлирини жуюшқа су, ешәклиригә болса йәм бәрди. 25Улар соғилирини тәйярлап, чүштә Йүсүп кәлгәндә униңға тәғдим қилишни күтүп турди. Чүнки улар Йүсүп билән тамақта биллә болидиғанлиғи тоғрисидики хәвәрни аңлиған еди. 26Йүсүп өйгә кәлгәндә, улар башлирини йәргә тәккичә егип тазим қилип, соғилирини сунди. 27Йүсүп улар билән саламлашқандин кейин:

— Силәр маңа қерип қалған атаңлар тоғрилиқ гәп қилған едиңлар. У киши қандақ, һаятму? — дәп сориди.

28Улар җававән:

— Мөмүн қуллириниң атиси һаят вә яхши туруватиду, — дәп башлирини қайта йәргә тәккичә егип тазим қилди.

29Йүсүп бир анидин болған өз иниси Биняминни көрүп:

— Силәр маңа ейтқан һелиқи әң кичик иниңлар мошуму? Әй оғлум, Худа саңа бәхит ата қилғай, — деди.

30Йүсүп өз инисиға болған қайнақ меһир һиссиятини басалмай, көпчиликниң алдида үн селип жиғлавәткидәк болуп кәтти. Шуңа уларниң йенидин чиқип, өз һоҗрисиға кирип, бир һазағичә көз йеши қилди. 31Андин у үзини жуюп, һиссиятини бесип, қайтип кирип, хизмәтчилиригә тамақ әкиришкә буйриди.

32Йүсүп өзи ялғуз бир дәстиханда, қериндашлири айрим бир дәстиханда олтарди. Зияпәттә биллә болған мисирлиқлар йәнә бир дәстиханда олтарди. Чүнки мисирлиқлар ибранийлар билән бир дәстиханда олтиришни төвән көрәтти. 33Йүсүп қериндашлирини өзигә қаритип чоң-кичик тәртиви бойичә олтарғузди. Буни көргән ака-укилири аң-таң болғинидин бир-биригә қаришип қоюшатти. 34Йүсүп уларға өз дәстихинидин тамақ бөлүп бәрди. Биняминға болса, башқиларниңкидин бәш һәссә артуқ усуп бәрди. Улар Йүсүп билән биллә йәп-ичип, интайин хошал болушти.


44

Йүсүпниң күмүч җаминиң йоқилип кетиши

1Йүсүп ғоҗидариға:

— Сән уларниң тағарлириға елип кетәлигидәк ашлиқ қачилап, пуллирини өз тағарлириға селип қой. 2Уларниң әң кичигиниң тағириға мениң күмүч җамим билән өз пулини селип қой! — дәп буйруқ қилди. Ғоҗидар буйруққа бенаән шундақ қилди.

3Әтиси таң сәһәрдә Йүсүпниң қериндашлири ешәклири билән йолға селип қоюлди. 4Улар шәһәрдин чиқип анчә жираққа бармайла, Йүсүп ғоҗидариға:

— Сән дәрһал уларниң кәйнидин қоғлап берип, уларға: «Силәр немишкә яхшилиққа яманлиқ қилисиләр? 5Немишкә ғоҗайиним­ниң күмүч җамини оғрилап кетисиләр? Ғоҗайиним у җамда һәм шарап ичиду, һәм пал ачиду. Силәр еғир гуна өткүздүңлар!» дегин, — деди.

6Ғоҗидар уларға йетишкәндә, Йүсүпниң сөзини деди.

7Улар:

— Ғоҗам, бу немә дегәнлири? Қуллири бундақ иштин неридур! 8Өзлиригә мәлумки, биз һәтта өткән қетимда тағарлиримизда пулларниң барлиғини көрүп, уни Қанандин қайтуруп әкәлгән турсақ, ғоҗайиниңизниң алтун-күмүчлирини йәнә оғриламтуқ? 9Әгәр өзлири қайсимизниң тағиридин җамини тепивалсила, шу өлүмгә мәһкүм болсун. Қалғанлиримизму өзлириниң қули болайли! — дейишти.

10Ғоҗидар:

— Бу сөзүңларға қошулимән, амма җамни оғрилиған кишинила елип қалимән. Қалғанлириңлар қайтип кәтсәңлар болиду, — деди.

11Буниң билән көпчилик дәрһал өз тағарлирини йәргә чүши­рип ачти. 12Ғоҗидар чоңиниң тағиридин башлап таки әң кичигиниң­кигичә инчикиләп ахтурди. Ахирда күмүч җамни Биняминниң тағиридин тепивалди. 13Қериндашлар үмүтсизләнгән һалда кийим­лирини житишип, жүк-тақилирини ешәклиригә артип, йәнә шу шәһәргә қайтип келишти.

Йәһуданиң Бинямин үчүн йелиниши

14Йәһуда вә қериндашлири Йүсүпниң алдиға қайтип барғинида, Йүсүп техи өйидә еди. Улар өзлирини униң алдиға ташлап йәргә атти. 15Йүсүп уларға:

— Силәрниң бу немә қилғиниңлар? Маңа охшаш жуқури мәртивидики бир кишиниң силәрниң жүрүш-турушуңларға пал ачалайдиғанлиғини билмәттиңларму? — деди.

16Йәһуда җававән:

— Әй алийлири, биз бу ишқа немә дәләләймиз? Уни алмидуқ дәп қандақму өзимизни ақлалаймиз? Худа қуллириниң гунайини ечип ташлиди, әнди җам чиққан кишила әмәс, һәммимиз өзлириниң қули болғаймиз! — деди.

17Йүсүп уларға:

— Яқ! Һәргиз ундақ қилмаймән. Пәқәт җамни алған киши маңа қул болсун. Қалғанлириңлар атаңларниң йениға аман-есән қайтип кетиңлар, — деди.

18Йәһуда Йүсүпниң алдиға берип:

— Әй алийлири, өзлиригә әһвални очуқ баян қилишимға рухсәт қилғайла. Өзлири падиша билән баравәр, қуллириға рәһим қилғайла! 19Өзлири биздин: «Силәрниң атаңлар яки башқа қериндашлириңлар барму?» дәп сориғанлирида, 20биз: «Қерип қалған атимиз вә атимиз қерип қалғанда тапқан бир кичик инимиз бар. Бу инимизниң бир қосақтин болған акиси өлүп кәткән. У уларниң анисидин қалған бирдин-бир бала, шуңа атимиз униңға бәк амрақ», дегән едуқ. 21Өзлири биз қуллириға: «Уни елип келиңлар, өз көзүм билән көрәй», дәп тапилиған едила. 22Лекин биз бу балиниң атиси­дин айрилалмайдиғанлиғини, әгәр айрилса, атимизниң чоқум өлидиған­лиғини ейтқинимизда, 23өзлири биз қуллириға: «Кичик иниңларни елип кәлмигичә, үзүмгә қариғучи болмаңлар!» дегән едила. 24Биз атимизниң йениға берип, өзлириниң сөзлирини йәткүздуқ.

25Кейин у бизни йәнә ашлиқ әкелишкә буйруғанда, 26биз униңға: «Инимиз биз билән биллә бармиғичә, биз у кишиниң үзигә қаралмаймиз. Кичик инимиз биз билән биллә бармиса, бизму бармаймиз», дегән едуқ. 27Қуллириниң атиси бизгә: «Силәргә мәлумки, аялим Раһилә маңа пәқәт икки оғул туғуп бәрди. 28Уларниң бири мәндин җуда болди. У мәндин айрилғандин кейин, уни қайта көрмидим. У чоқум жиртқуч һайванларға йәм болди. 29Әгәр силәр бу оғлумни мәндин елип кетип, уму йолда бирәр көңүлсизликкә йолуқуп қалса, қериғинимда һәсрәт чекип, өлүп кетимән», дегән еди. 30Әнди ойлап бақсила! Әгәр биз бу балини елип кәтмисәк, қуллириниң атиси бу балиниң қайтип кәлмигәнлигини көрүпла, һаятидин айрилиду. Чүнки униң һаяти бу балиниң тәғдиригә бағлиқ. 31Атимиз билән көрүшкинимиздә, инимиз йоқ болса, у һәсрәт чекип өлүп кетиду. Униң өлүшигә биз сәвәпчи болған болимиз. 32Қуллири атамға кепиллик берип: «Әгәр балини қайтуруп кәлмисәм, өмүрвайәт әйиплик болуп кетәй», дегән едим. 33Шуңа, әй алийлири, бу бала үчүн қуллири қелип, өзлиригә қул болсун. У бала болса акилири билән биллә қайтип кәтсун! 34Әгәр бу бала мән билән биллә кәтмисә, мән атамниң үзигә қандақ қаралаймән? Мән атамниң бундақ бала-қазаға учришиға чидап туралмаймән! — деди.


45

Йүсүпниң қериндашлириға өзини ашкарилиши

1-2Йүсүп өз һиссиятини бесивелишқа амалсиз қелип, хизмәт­карлириниң ташқириға чиқип турушини буйриди. У қериндашлири билән ялғуз қалғанда, өзиниң ким екәнлигини мәлум қилдидә, шундақ қаттиқ жиғлидики, униң авазини өйниң сиртидикиләрму аңлиди вә аңлап қелип, бу хәвәрни тез падишаға йәткүзди.

3Йүсүп ибраний тилида қериндашлириға мундақ деди:

— Мән Йүсүп болимән! Атам саламәтму?

Бу гәпни аңлиған қериндашлири һодуқуп кәткинидин гәп қилалмай қетип турупла қалди. 4Йүсүп уларни алдиға чақирди. Улар униң алдиға кәлгәндә, мундақ деди:

— Мән силәрниң иниңлар, йәни силәр Мисирға сетивәткән Йүсүп болимән. 5Лекин силәр бу иш үчүн әнсирәп, өзәңларни әйипкә буйрумаңлар. Худа хәлиқниң һаятини сақлап қелиш үчүн, мени авал бу йәргә әвәткән. 6Бу йәрдики ачарчилиққа әнди икки жил болди. Йәнә бәш жилғичә териқчилиқ қилғилиму болмайду, һосул алғилиму болмайду. 7Шуңа силәрниң нәслиңларни сақлап қелиш һәм һаятиңларни қутқузуп қелиш үчүн, Худа чоң мөҗүзә көрситип, мени бу йәргә авал әвәтти. 8Демәк, мени бу йәргә әвәткән силәр әмәс, бәлки Худадур. У мени падишаниң баш мәслиһәтчиси вә Мисирниң баш вәзирлигигә олтарғузуп, пүтүн мәмликәтни башқурушқа муйәссәр қилди.

9Силәр атамниң йениға тездин берип, униңға: «Оғлуңиз Йүсүп ‹ Худа мени пүтүн Мисир дөлитиниң баш вәзири қилип тиклиди. Сиз әнди кечикмәй, бу йәргә тез йетип келиң. 10Оғул-қизлириңиз, нәврилириңиз, қой-калилириңиз вә башқа пүтүн тәәллуқатиңизни әкелип, Гошән вилайити әтрапида маңа йеқин олтириң. 11Сизниң пүтүн аилә вә мал-варанлириңиз билән ачлиқтин мүшкүл әһвалға чүшүп қалмаслиғиңиз үчүн, мән сизни бақимән. Чүнки ачарчилиқ йәнә бәш жил давамлишиду! › деди», дәңлар, — деди.

12Йүсүп йәнә:

— Мана мениң ким екәнлигимни силәр һәммиңлар өз көзүң­лар билән көрдүңлар, Бинямин сәнму көрдиң. 13Атамға Мисирдики һөрмитимниң қанчилик жуқурилиғини ейтиңлар вә көргәнлириң­ларниң һәммисини йәткүзүп, уни тездин бу йәргә елип келиңлар, — деди.

14У иниси Биняминни қучақлап, йәнә қаттиқ жиғлап кәтти. Инисиму униң бойниға есилип қаттиқ жиғлиди. 15Андин у жиғлиған пети акилири билән бир-бирләп сөйүшүп көрүшти. Шуниңдин кейин қериндашлири униң билән сөзлишишкә башлиди.

16Йүсүпниң қериндашлириниң Мисирға кәлгәнлиги тоғрисидики хәвәр ордиға йетип кәлгәндә, падиша вә униң хизмәткарлири интайин хошал болушуп кәтти. 17Падиша Йүсүпкә:

— Қериндашлириңға ейт, улақлириға мал артип, дәрһал Қананға қайтип берип, 18атаң билән барлиқ аилидикилирини бу йәргә елип кәлсун. Мән уларға Мисирниң әң яхши зиминини беримән. Улар бу йәрдә баяшәт турмуштин һөзүрләнсун. 19Уларға йәнә шуниму ейтип қой: «Улар атаң вә хотун вә бала-җақилириниму елип келиш үчүн, Мисирдин һарву алғач кәтсун. 20Улар у йәрдики тәәллуқатини ойлимисун, чүнки Мисир зимининиң әң яхши нәрсилири уларниң болиду», — деди.

21Исраилниң оғуллири бу сөзгә бенаән иш қилди. Йүсүп падишаниң әмри бойичә уларға һарву вә йолға йетәрлик озуқ тәйярлап бәрди. 22У йәнә һәр бир акисиға бир қурдин йеңи кийим соға қилди. Биняминға болса, бәш қур кийим билән үч йүз күмүч тәңгә бәрди. 23У атисиға он һаңга ешәккә Мисирниң әң яхши мәһсулатлирини, йәнә он мада ешәккә атисиниң Мисирға келиш йолида истимал қилишиға ашлиқ, нан вә башқа йемәкликләрни артип бәрди. 24У қериндашлирини йолға селиш алдида уларға йолда җедәл-маҗра чиқармаслиқни тапилиди.

25Улар Мисирдин чиқип, Қананға атисиниң йениға қайтип барди. 26Улар атисиға:

— Йүсүп һаят екән! Мисирниң баш вәзири бопту! — деди.

Яқупниң тәнлири җуғулдап кәтти. У уларниң сөзигә ишәнмиди. 27Лекин у улардин Йүсүпниң ейтип бәргән сөзлирини аңлап һәм Йүсүпниң өзини елип келишкә әвәткән һарвулирини көрүп, әс-һошиға кәлди. 28У:

— Болди! Оғлум Йүсүпниң һаят екәнлигигә әнди ишәндим! Көзүмниң тиригидә берип уни көрәй! — деди.


46

Яқупниң пүтүн аилисини елип Мисирға бериши

1Исраил пүтүн мал-мүлүклирини жиғиштуруп, Бәәршәбаға келип, у йәрдә атиси Исһақ етиқат қилған Худаға атап қурван­лиқ қилди. 2Шу кечә униңға бир алаһидә көрүнүш көрүнүп, Худа уни:

— Яқуп, Яқуп! — дәп чақирди.

— Ләббәй, — дәп җавап бәрди у.

3Худа униңға:

— Мән Худа, сениң атаң етиқат қилған Худадурмән. Сән Мисирға бериштин қорқма, чүнки Мән у йәрдә сениң әвлатлириңни улуқ бир хәлиқ қилимән. 4Мән сән билән биллә Мисирға берип, андин әвлатлириңни чоқум бу зиминға қайтуруп келимән. Сән аләмдин өткәндә, Йүсүп йениңда болиду, — деди.

5Яқуп Бәәршәбадин йолға чиқти. Униң оғуллири уни вә хотун-балилирини Мисир падишаси әвәткән һарвуларға олтарғузуп, 6Қананда тапқан мал-варанлири билән тәәллуқатлирини елип, Мисирға қарап маңди. Шундақ қилип, Яқуп пүтүн әвлатлирини елип Мисирға кәлди. 7Оғул-қизлири вә оғул-қиз нәврилириму биллә барди.

8Исраил дәпму аталған Яқуп билән биллә Мисирға барған әвлатли­ри­ниң исимлири төвәндикичә:

Яқупниң чоң оғли Рубен 9вә униң оғуллири: Һанух, Паллу, Һесрон вә Карми қатарлиқлар.

10Шимон вә униң оғуллири: Йемуил, Ямин, Оһад, Якин, Сохар вә қананлиқ аялидин болған Шаул қатарлиқлар.

11Лавий вә униң оғуллири: Гәршон, Коһат вә Мәрари қатар­лиқлар.

12Йәһуда вә униң оғуллири: Шалаһ, Парәс вә Зәраһ қатарлиқлар. Йәһуданиң йәнә Ер вә Онан дегән оғуллири болуп, улар Қананда өлүп кәткән еди.

Парәсниң оғуллири: Һесрон билән Һамул.

13Иссакар вә униң оғуллири: Толаһ, Пува, Йоп вә Шимрон қатарлиқлар.

14Зәбулун вә униң оғуллири: Сәрәд, Әлон вә Яхлил қатарлиқлар.

15Жуқуридикиләр Леяһ Паддан-Аррамда Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, қизи Дина билән җәми оттуз үч нәпәр еди.

16Гад вә униң оғуллири: Сәфон, Һагги, Шуний, Езбон, Әри, Ароди вә Арели қатарлиқлар.

17Ашер вә униң пәрзәнтлири: оғуллири Йимна, Йишва, Йишви, Бәрия вә қизи Сәраһ. Бәрияниң оғуллири: Һебәр вә Малкел еди.

18Жуқуридикиләр Лабанниң қизи Леяһқа қиз хизмәткар қилип бәргән Зилпа Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, улар җәми он алтә нәпәр еди.

19Яқупниң аяли Раһилә униңға икки оғул туғуп бәргән болуп, улар Йүсүп билән Бинямин еди. 20Йүсүп Мисирда Он шәһириниң роһанийи Потифераниң қизи Асенаттин Манассә вә Әфраим исимлиқ икки оғул тапқан еди.

21Биняминниң оғуллири: Бела, Бекәр, Ашбел, Гера, Наман, Әһи, Рош, Муппим, Һуппим вә Арид қатарлиқлар.

22Жуқуридикиләр Раһилә Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, җәми он төрт нәпәр еди.

23Дан вә униң оғли Һушим.

24Нафтали вә униң оғуллири: Яхсиил, Гуни, Йәсәр вә Шилләм қатарлиқлар.

25Жуқуридикиләр Лабанниң қизи Раһиләгә қиз хизмәткар қилип бәргән Билһа Яқупқа туғуп бәргән әвлатлар болуп, җәми йәттә нәпәр еди.

26Демәк, Яқупниң келинлирини һесапқа алмиғанда, Яқуп билән биллә Мисирға барған өз әвлатлири җәми атмиш алтә киши еди. 27Йүсүпниң Мисирда тапқан икки оғлини қошқанда, Яқуп җамаи­тиниң Мисирдики нопуси җәми йәтмиш* киши болди.

Яқуп вә униң җамаитиниң Мисирға йетип келиши

28Яқуп Йүсүп билән Гошән вилайитидә көрүшүш үчүн, Йәһудани униң йениға йөнилишини уқуп келишкә әвәтти. Яқуплар Гошәнгә кәлгинидә, 29Йүсүп вәзирлик һарвусида олтирип, атисиниң алдиға барди. Улар дидар көрүшүш биләнла Йүсүп атисини қучақлап, узаққичә жиғлиди. 30Исраил Йүсүпкә:

— Мән сениң һаят екәнлигиңни өз көзүм билән көрдүм. Әнди өлүп кәтсәмму разимән! — деди.

31Андин Йүсүп қериндашлири вә чоң өйдикилиригә мундақ деди:

— Мән падишаға силәрниң Қанандин бу йәргә көчүп кәлгәнлигиң­ларни мәлум қилай. 32Униңға силәрниң чарвичи екәнлигиңларни, мал-мүлкүңларни елип кәлгәнлигиңларни ейтай. 33Падиша силәр билән көрүшүп, кәспиңларни сориса, 34униңға: «Биз кичигимиздин тартип чарвичилиқ қилип кәлгән. Ата-бовилиримизму чарвичи еди», дәңлар. Шуниң билән у силәрни өз хәлқидин айрип, Гошәнгә орунлаштуриду, — деди.

Йүсүпниң бундақ дейишидики сәвәп, мисирлиқлар мал баққучи­ларни пәқәт көзгә илматти.



*27. Бу бапниң 15, 18, 22, 25-айәтлиридә тилға елинған адәм санини қошқанда Мисирға барғанлар җәми 70 адәм болиду. Бирақ бу айәттә тилға елинған 66 адәм ичигә Йүсүпниң икки оғли — Манассә билән Әфраим, шундақла Йәһуданиң Қананда өлүп кәткән икки оғли — Ер билән Онан қошулмиған.



 

47

1Буниң билән Йүсүп падиша билән көрүшкили берип, униңға:

— Атам билән қериндашлирим Қанандин қой-кала вә пүтүн мал-мүлкини елип бу йәргә кәлди. Һазирчә улар Гошәндә туруватиду — деди.

2Андин кейин Йүсүп бәш қериндишини таллап, падиша билән көрүшүшкә елип кәлди.

3Падиша Йүсүпниң қериндашлиридин:

— Силәр қайси кәсип билән шуғуллинисиләр? — дәп сориди.

Улар җававән:

— Җанаплири, қуллири ата-бовилиримизға охшаш, мал беқиш билән тирикчилик қилимиз. 4Қананда ачарчилиқ еғир болғачқа, мал бақидиған отлақму йоқ, шу сәвәптин биз бу йәргә көчүп кәлдуқ. Җанаплиридин қуллириниң Гошән вилайитидә турушиға иҗазәт беришлирини сораймиз, — деди.

5Падиша Йүсүпкә:

— Атаң билән қериндашлириң бу йәргә кәпту. 6Мисирниң зимини уларниң алдида турупту. Өзлири мәмликәтниң әң яхши йерини таллисун. Гошәндә турсиму болувериду. Уларниң арисида қабилийәтлик кишиләр болса, маллиримни башқурушқа қойсаңму болиду, — деди.

7Кейин Йүсүп атиси Яқупни ордиға башлап келип, Мисир падишаси билән көрүштүрди. Яқуп падишаға бәхит-саадәт тилиди. 8Падиша униңдин:

— Қанчә яшқа кәлдиңиз? — дәп сориди.

9Яқуп униңға:

— Мән бу дунияда мусапир болуп, бир йүз оттуз жил яшидим. Бу җапа-мәшәқәтлик һаятимда техи ата-бовилиримдәк узақ өмүр сүрмидим, — дәп җавап бәрди.

10Хошлишиш алдида Яқуп йәнә падишаға бәхит тиләп, андин чиқип кәтти. 11Йүсүп падишаниң әмри бойичә атиси билән қериндаш­лирини Мисирға орунлаштурди. У Рәмис шәһириниң йенидин дөләтниң әң яхши йерини уларға зиминлиққа бәрди 12һәм атиси, қериндашлири вә уларниң өйдикилиригә нопусниң саниға қарап, ашлиқ йәткүзүп бәрди.

Ачарчилиқ

13Ачарчилиқ интайин еғирлишип кәткәнликтин, һәммә йәрдә ашлиқ қалмиған еди. Мисирлиқлар билән қананлиқлар ачлиқтин аҗизлап кәтти. 14Йүсүп ашлиқ сетип, уларниң һәммә пуллирини жиғивелип ордиға тапшурди. 15Мисир вә Қанандики хәлиқниң қолидики пуллар түгигәндә, Мисир хәлқи Йүсүпниң алдиға келип, униңдин:

— Пуллиримиз түгәп кәтти. Өлүмдин сақлинип қелишимиз үчүн бир амал қилип, бизгә ашлиқ бәргәйла, — дәп тәләп қилди.

16Йүсүп уларға:

— Әгәр пулуңлар түгәп кәткән болса, мелиңларни ашлиққа тегишиңлар, — деди.

17Буниң билән улар маллирини Йүсүпниң алдиға елип келишти. Йүсүп уларниң ат, ешәк, қой, кала вә өшкилиригә ашлиқ тегишип бәрди. Шундақ қилип, Йүсүп уларниң мал-чарвилириниң төләмигә шу жили уларни ашлиқ билән тәминлиди.

18Кейинки жили улар йәнә келип:

— Әй алийлири, һәқиқий әһвални йошурмаймиз. Пуллиримиз пүтүнләй түгиди. Маллиримизму өзлиригә өтүп кәтти. Һазир бизниң тенимиз вә йеримиздин башқа һеч нәрсимиз қалмиди. 19Өлүмдин сақлинип қелишимизға бир амал қилғайла! Йәрлиримиз­ниң бош ташлинип қалмаслиғи үчүн, өзимиз билән йеримизни ашлиққа алмаштуруп бәргәйла. Йәрлиримиз падишаниң болсун. Өзимизму падишаниң қули болуп, униң деханчилиғини қилайли. Һаят қелиши­миз үчүн, йәрләргә ашлиқ теришимизға уруқлуқ дан бәргәйла! — дәп тәләп қилди.

20Шундақ қилип, Йүсүп падиша үчүн Мисирниң пүтүн зиминини сетивалди. Ачарчилиқниң еғирлиғидин мисирлиқлар йәрлирини сетишқа мәҗбур болди. Нәтиҗидә пүтүн йәр-зимин падишаға өтүп кәтти. 21Пүтүн Мисир хәлқиму униң қули болуп қалди. 22Пәқәт роһанийларниң йәрлирила өз қоллирида қалди. Уларниң йәрлирини сетиши һаҗәтсиз еди, чүнки улар падишадин һәқсиз ашлиқ алатти.

23Йүсүп хәлиққә:

— Мән падиша үчүн силәрни вә йәр-зиминлириңларни сетивалған екәнмән, у йәргә деханчилиқ қилишиңлар үчүн уруқ берәй. 24Һосул вақтида һосулниң бәштин бирини падишаға тапшуруп, қалғинини өзәңларға вә аиләңләргә озуқ вә уруқлуқ қилиңлар, — деди.

25Улар:

— Әй алийлири, өзлири һаятимизни қутқузуп қалдила. Бизгә шәпқәт қилип, бизни қуллуққа қобул қилғайла,* — дейишти.

26Шуңа Йүсүп мисирлиқларға: «Деханчилиқ мәһсулатлири һосули­ниң бәштин бир қисмини падишаға тапшуруш керәк», дегән қанунни түзүп бәрди. Бу қанун та бүгүнгичә күчкә егә болмақта. Пәқәт роһанийларниң йәрлирила падишаға өтмиди.

Яқупниң ахирқи тәливи

27Исраиллар Мисирниң Гошән вилайитидә олтирақлашти. Улар ронақ тепип, аһалилири һәссиләп көпәйди. 28Яқуп Мисирда он йәттә жил яшап, бир йүз қириқ йәттә жил өмүр сүрди. 29У өлүш алдида Йүсүпни чақиртип келип, униңға:

— Әгәр сән мәндин рази болсаң, қолуңни икки йотамниң астиға қоюп, маңа ғәмхорлуқ көрситип, мени Мисирға дәпнә қилмаслиққа қәсәм қилғин. 30Мән вапат болғанда, мени Мисирдин елип чиқип, ата-бовам дәпнә қилинған йәргә дәпнә қилғин, — деди.

Йүсүп атисиға:

— Тапшуруғуңизни чоқум орунлаймән, — деди.

31Исраил:

— Ундақ болса, маңа қәсәм қилғин, — деди.

Шуниң билән Йүсүп қәсәм қилди. Исраил каривәтниң баш тәрипигә баш қоюп, Худаға мәдһийә ейтти.



*25. Әгәр улар қуллуққа қобул қилинса, турмушидин ғәм қилматти. Чүнки ғоҗайини уларниң қосиғини бақатти.



 

48

Яқупниң Әфраим вә Манассәгә хәйирлик дуа қилиши

1Бир мәзгилдин кейин Йүсүпкә атисиниң ағрип қалғанлиғи тоғрисидики хәвәр йәтти. Шуңа Йүсүп икки оғли Манассә билән Әфраимни елип, атисиниң йениға барди. 2Яқуп оғли Йүсүпниң кәлгәнлигини аңлап, ятқан орнидин күчиниң баричә күчәп туруп, аран олтарди. 3Яқуп Йүсүпкә:

— Һәммигә қадир Худа Қанандики Луз дегән йәрдә маңа көрүнүп, маңа бәхит ата қилған еди. 4У маңа: «Мән сениң әвлатлириңни көпәйтип, уларни нурғун милләт қилимән вә бу зиминни сениң әвлатлириңға мәңгү зиминлиққа беримән» дегән еди, — деди.

5Яқуп йәнә:

— Әй Йүсүп, мән Мисирға кәлмәй туруп, сән бу йәрдә икки оғул тепипсән. Бу икки оғул, йәни Әфраим билән Манассә, Рубен билән Шимонға охшаш мениң оғуллирим һесаплансун.* 6Башқа бала тапсаң, өзәңниң болсун. Улар кәлгүсидә мирасхорлуқ қилидиған йәр Әфраим билән Манассәниң зимини ичидә болсун. 7Бундақ қилишим­дики мәхсәт, анаң Раһиләниң сәвәвидиндур. Мән Паддан-Аррамдин қайтип кәлгинимдә, анаң Қанан районидики Әфратаға баридиған йол бойида мени һәсрәттә қалдуруп вапат болди. Мән уни шу йәрдила дәпнә қилған едим, — деди. (Әфрата һазир Бәйтләһәм дәп атилиду.)

8Исраил Йүсүпниң оғуллирини көрүп:

— Бу балилар ким? — дәп сориди.

9Йүсүп:

— Мениң оғуллирим. Мән Мисирға кәлгәндин кейин, Худа маңа бәргән балилар, — дәп җавап бәрди.

Исраил йәнә:

— Уларни йенимға әкәл, уларға дуа қилай, — деди.

10Исраил қерип кәткәнлиги үчүн, көзи торлишип, яхши көрмәтти. Йүсүп балилирини униң алдиға елип кәлди. Исраил уларни қучақлап, сөйүп қоюп, 11Йүсүпкә:

— Әсли сени қайта көримән, дәп ойлимиған едим. Мана әнди Худа маңа сениң оғуллириңниму көрсәтти! — деди.

12Йүсүп Исраилниң тизидин икки оғлини йәргә чүширип, өзи атисиниң алдида беши йәргә тәккидәк егип тазим қилди. 13Йүсүп Әфраимни Исраилниң сол йениға, Манассәни оң йениға турғузди. 14Лекин Исраил икки қолини алмаштуруп, оң қолини кичик нәвриси Әфраимниң бешиға, сол қолини чоң нәвриси Манассәниң бешиға қоюп, 15Йүсүпкә бәхит тиләп, мундақ дуа қилди:

«Бовилирим Ибраһим билән Исһақ йеқин әгәшкән Худа

Бу икки нәврәмни бәхитлик қилғай.

Мени бүгүнгичә йетәкләп кәлгән Худа

Уларға бәхит ата қилғай.

16Мени пүтүн бала-қазалардин қутқузған периштә

Уларға бәхит ата қилғай.

Мениң намим, ата-бовам Ибраһим билән Исһақниң нами

Бу балилар арқилиқ мәңгү давамлашқай.

Улар нурғун әвлатлиқ болуп, йәр йүзидә гүлләп яшниғай».

17Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп, көңлидә нарази болған еди. Шуңа у атисиниң оң қолини Әфраимниң бешидин Манассәниң бешиға йөткәп қоймақчи болуп, 18атисиға:

— Ата, бу ишиңиз тоғра болмиди, чоңи бу. Оң қолуңизни униң бешиға қойғайсиз! — деди.

19Атиси рәт қилип:

— Әй оғлум, билимән, билимән. Манассәниң әвлатлириму чоң хәлиқ болиду, лекин иниси униңдинму күчлүк болиду. Инисиниң әвлатлири ронақ тапқан көп хил хәлиқләргә айлиниду! — деди.

20У күни Исраил уларға бәхит тиләп, мундақ дуа қилди:

«Кәлгүсидә Исраилниң әвлатлири кишиләргә хәйирлик дуа қилғанда, мундақ десун:

‹ Худа силәрни Әфраим билән Манассәгә охшаш бәхитлик қилғай! › »

Шундақ қилип, Яқуп Әфраимни униң акиси Манассәдин жуқури орунға қойди.

21Кейин Исраил Йүсүпкә:

— Мениң аләмдин өтүшүмгә аз қалғанлиғини билисән, лекин Худа җәзмән силәргә яр болуп, силәрни ата-бовилириңларниң зиминиға қайтуруп кетиду. 22Мән саңа қериндашлириңға қариғанда, бир һәссә артуқ зимин беримән. У йәрни мән аморларниң қолидин қилич вә оқ-ярим билән тартивалған едим, — деди.



*5. Яқупниң оғуллириниң әвлатлири кейин Исраил хәлқиниң 12 қәбилисини тәшкил қилған. Яқупниң Әфраим билән Манассәни оғлум дейиши билән, улар кейин Йүсүпниң орниға 12 қәбилиниң иккисини тәшкил қилип, он иккигә бөлүнгән Қанан зимининиң икки парчисигә егә болди. Яқупниң 12 оғлиниң үчинчиси Лавийниң әвлатлири болса, кейин мәркизий ибадәтханида хизмәт қилидиған роһанийлар болуп, зиминға егә болмиди.



 

49

Яқупниң вәсийити

1Яқуп оғуллирини алдиға чақирип, уларға мундақ деди:

— Һәммиңлар алдимға келиңлар, силәргә дуч келидиған ишларни ейтип қояй!

2«Әй оғуллирим, һәммиңлар келип қулақ селиңлар.

Атаңлар Исраилниң сөзлирини көңүл қоюп тиңшаңлар.

3Әй Рубен, сән тунҗа оғлумсән,

Сән күч-қудритимсән!

Чоң болуп тапқан тунҗа оғлумсән,

Оғуллирим ичидә әң ғурурлуғи вә күчлүги сән.

4Бирақ сән кәлкүндәк еқип, тутуқ бәрмидиң!

Сән кичик хотунум билән бир орунда йетип,

Көрпәмни булғиғачқа, әнди улуқ киши болалмайсән.

5Шимон билән Лавий иттипақдаш болуп,

Уларниң қиличлири рәһимсизлик қилди.

6Қошулмаймән уларниң яман нийитигә,

Қатнашмаймән уларниң сүйиқәстлик планиға,

Чүнки улар дәрғәзәптә адәм өлтүрүп,

Буқиларниң сиңирини халиғиничә кәсти.

7Яғсун ләнәтләр уларниң ғәзивигә,

Шундақла рәһимсиз өчмәнлигигә.

Тарқитиветәрмән, чечиветәрмән уларни

Исраилларниң арисиға.

8Әй Йәһуда, қериндашлириң сени махтар.

Сән дүшмәнниң гелини сиқарсән.

Қериндашлириң сениң алдиңда баш қояр.

9Йәһуда дүшминигә яш ширдәк етилиду,

Уни мәғлуп қилип, қайтип келиду угисиға.

Созулуп ятса угисида,

Кимму униңға тегишкә җүръәт қилар?

10Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини,

Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни.

Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға,*

Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.

11Һәдди-һесапсиз бай болғанлиғидин у,

Ғаҗап қоюшиға қаримай тәхийиниң,

Бағлап қояр уни әң яхши үзүмгә.

Бағлап қояр хотигини үзүм шехиға.

Кийимлирини жуяр үзүм шаравида,

Есил тонини жуяр үзүм шәрбитидә.

12Униң көзлири үзүм шаравидин қара.

Чишлири сүттинму ақ.

13Зәбулун турар деңиз бойида,

У йәр кемә порти болар,

Зимини Сидон тәрәпкә созулар.

14Иссакар гоя күчлүк ешәк болуп,

Еғилниң* ичидә ятар.

15Көргәндә у дәм елиш орниниң яхшилиғини

Вә йеридин һосул көп чиқидиғанлиғини,

Артип жүкниң еғирини мүрисигә,

Қул болуп, җапалиқ ишқа мәҗбур болар.

16Дан исраил қәбилисидин бири болар,

У өз хәлқигә адил һөкүм қилар.

17У иландәк йол бойлирида,

Зәһәрлик иландәк чиғир йолларда,

Чеқип атниң туйиғини,

Арқисиға жиқитар атлиқларни.

18Әй Пәрвәрдигарим, қутқузушуңни күтмәктимән!

19Гад қарақчиларниң һуҗумиға учрар.

Лекин у кәйнидин һуҗум қилип, зәрбә берәр.

20Ашерниң зимини худди мол ашлиқ амбири болуп,

Падишаларни у тәминләр хас ләззәтлик тамақлири билән.

21Нафтали әркин ана кейиктур,

У туғар сөйүмлүк бала кейикләрни.

22Йүсүп мевилик дәрәқтур.

У булаққа йеқиндур.

Униң шахлири һалқип өтәр тамдин.

23Шиддәтлик һуҗум қилар дүшмән очилири униңға,

Оқ-ялар дәһшәтлик етилар униңға,

24Лекин униң оқ-яри мәзмут йәнила,

Униң қоллири күчлүк йәнила.

Таянғачқа у Яқуп етиқат қилған қадир Худаға,

Йәни исраилниң Падичисиға, Қорам Тешиға.

25Атаң ибадәт қилған Худа саңа ярдәм қилар,

Һәммигә қадир Худа сени бәхитлик қилар.

У саңа хасийәтлик ямғур яғдуруп,

Йәрдики булақларни тәғдим қилар.

Ат-калилириңни һәм авутуп,

Әвлатлириңни көп қилар.

26Атаң Худадин еришкән бу бәхит,

Қедимки тағ чоққилиридинму,

Идирлиқлардики байлиқлардинму бүйүктур.

Мана бу бәхит-саадәт Йүсүпниң бешиға,

Йәни қериндашлиридин талланғиниға қонар.

27Бинямин гоя жиртқуч чилбөрә.

У әтигәнлиги тутқинини ялмап,

Кечиси олҗиларни бөләр».

28Исраилниң бу он икки оғли Исраил хәлқиниң он икки қәбилиси­ниң бовилири болди. Бу сөзләр Яқупниң һәр бир оғлиға қилған лайиқ хәйирлик дуасидур.

Яқупниң вапати

29Яқуп оғуллириға мундақ дәп тапилиди:

— Әҗдатлиримниң қешиға кетидиғанға аз қалдим. Силәр мени ата-бовилиримниң йениға, йәни хитлардин болған Әфронниң етизлиғидики өңкүргә дәпнә қилиңлар. 30Бу өңкүр Қанандики Мамрәниң шәриқ тәрипидики Макпелаһ йезисида болуп, Ибраһим у өңкүр билән йәрни хитлардин болған Әфрондин йәрлик қилиш үчүн сетивалған еди. 31Ибраһим вә аяли Сарә у йәргә қоюлған. Исһақ вә аяли Рибәқаму у йәргә қоюлған. Мән Леяһниму у йәргә дәпнә қилдим. 32У йәр билән өңкүр хитлардин сетивелинған болуп, силәр мени шу йәргә қоюңлар. 33Яқуп оғуллириға бу сөзләрни қилғандин кейин, йетипла нәпәси тохтап, әҗдатлириниң қешиға кәтти.



*10. Яки: Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни, Таки һакимийәт жүргүзгүчи кәлмигичә; Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.

*14. Яки икки хурҗунниң арисида.



 

50

Яқупниң дәпнә қилиниши

1Йүсүп атисиниң җәсидигә өзини ташлап, һәсрәт билән жиғлап, униң үзини сөйди. 2Кейин Йүсүп қол астидики тевиплириға атисиниң җәсидини момлашни буйриди. 3Улар адәтлири бойичә қириқ күн ичидә җәсәтни чириштин сақлаш хизмитини тамамлиди. Мисирлиқлар униңға йәтмиш күн матәм тутти.

4Қарилиқ тутуш мәзгили өткәндин кейин, Йүсүп падишаниң әмәлдарлириға:

— Еғир көрмисәңлар, падишаға мундақ дәңлар: 5Атам җан үзүш алдида мени өзини Қананда тәйярлап қойған йәрликкә қоюшумға қәсәм қилдурған еди. Шуниң үчүн маңа рухсәт бәрсә, у йәргә берип атамни дәпнә қилип кәлсәм, — деди.

6Падиша униңға:

— Барсун, атисиға бәргән қәсими бойичә дәпнә қилсун, — дәп җавап қайтурди.

7Буниң билән Йүсүп атисини дәпнә қилғили кәтти. Падишаниң барлиқ хизмәткарлири, орда әмәлдарлири вә Мисирдики көзгә көрүнгән әрбаплар Йүсүп билән биллә беришти. 8Йүсүпниң пүтүн аилиси, қериндашлири вә атисиниң җамаәтлириму униң билән биллә барди, пәқәт Йүсүпниң кичик балилири вә қой-калилирила Гошәндә қалған еди. 9Униң билән биллә барғанларниң ичидә йәнә җәң һарвулириға олтарғанлар вә атлиқларму бар еди. Шундақ қилип, улар гоя чоң бир қошундәк болди.

10Улар Иордан дәриясиниң нерисидики Атад дегән йәрдики хаманға кәлгәндә, қаттиқ жиға-зар қилишти. Йүсүпләр у йәрдә йәттә күн һаза тутти. 11Буни көргән қананлиқлар: «Мисирлиқларниң дәпнә мәрасими немә дегән дағдуғилиқ», дейишкән еди. Шуңа бу йәргә Абел-Мизраим* дәп нам қоюлди.

12Шундақ қилип, Яқупниң оғуллири атисиниң тапшуруғи бойичә 13униң җәсидини Қананға апирип, Мамрәниң шәрқидики Макпелаһ­тики өңкүргә дәпнә қилди. Бу өңкүр Ибраһим хит қәбилисидин болған Әфрондин қәбирстанлиқ үчүн сетивалған етизлиқта еди. 14Йүсүп атисини дәпнә қилип болуп, өз қериндашлири вә дәпнә мәрасимиға қатнашқан барлиқ кишиләр билән биллә Мисирға қайтип кәлди.

Йүсүпниң қериндашлирини хатирҗәм қилиши

15Йүсүпниң атиси өлгәндин кейин, униң қериндашлири: «Әгәр Йүсүп көңлидә бурун униңға яманлиқ қилғинимиз үчүн адавәт сақлап, биздин интиқам алимән десә, қандақ қилимиз?» дәп ойлашқан еди. 16Шуңа улар бир киши арқилиқ Йүсүпкә:

— Атимиз җан үзүш алдида, 17бизгә саңа буни ейтип қоюшимизни тапилиған: «Акилириң саңа яманлиқ қилип қойди. Уларниң гунайини кәчүрүм қиливәт». Шуниң үчүн сәндин бизниң хаталиғимизни кәчүрүм қилишиңни сораймиз. Биз болсақ, атаң ибадәт қилған Худаниң хизмәткарлири, — дәп сөз йәткүзди.

Йүсүп бу сөзни аңлап жиғлавәтти.

18Андин Йүсүпниң қериндашлири униң алдиға берип, беши йәргә тәккичә тазим қилип, мундақ деди:

— Биз сениң қулуң болайли!

19Йүсүп уларға:

— Қорқмаңлар! Мән һөкүм қилип җазалайдиған Худа әмәсмән! 20Силәр әслидә маңа зиянкәшлик қилмақчидиңлар, лекин Худа нурғун кишиләрниң һаятини сақлап қелиш үчүн, яман ишиңларни яхши ишқа айландурди. Бүгүн мана шунчә нурғун кишиләр һаят қалди. 21Силәр қорқмаңлар. Мән чоқум силәргиму, пәрзәнтлириңларғиму ғәмхорлуқ қилимән, — деди.

Йүсүп қериндашлириға меһриванлиқ билән тәсәлла берип, уларни хатирҗәм қилди.

Йүсүпниң аләмдин өтүши

22Йүсүп вә униң атисиниң уруқ-җамаити Мисирда олтирақлишип қалған еди. Йүсүп бир йүз он йешида аләмдин өтти. 23Униң өмри шунчилик узун болдики, у һәтта оғли Әфраимниң үчинчи әвладини көрүшкә муйәссәр болған. Йүсүп Манассәниң оғли Макирниң оғуллириниму өз қойниға алған. 24У қериндашлириға:

— Мән аләмдин өтүшкә аз қалдим. Худа чоқум силәргә көңүл бөлүп, силәрни бу йәрдин елип, Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа вәдә қилип бәрмәкчи болған зиминиға башлап бариду, — деди.

25Йүсүп қериндашлириға йәнә:

— Худа силәргә ғәмхорлуқ қилип, силәрни у йәргә елип кәткән вақитта, мениң җәсидимни биллә елип кетишкә мениң алдимда қәсәм қилиңлар! — деди.

26Йүсүп бир йүз он йешида Мисирда аләмдин өтти. Улар униң җәсидини чириштин сақлаш үчүн момлап, сандуққа селип қойди.



*11. Абел-Мизраим — «мисирлиқларниң һаза тутуши» дегән мәнани билдүриду.