Вәһийләр 1 1Мәзкүр китап Әйса Мәсиһниң аянидур. Худа йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған вақиәләрни Өз хизмәткарлириға көрситиш үчүн, Әйса Мәсиһкә бу аянни бәрди. Мәсиһ буни Өз периштәси арқилиқ хизмәткари Юһаннаға аян қилди. 2Юһанна Худаниң Сөзи — Әйса Мәсиһ бәргән гувалиққа, көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди. 3Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни оқуп бәргән вә уни аңлап әмәл қилғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки бу ишларниң әмәлгә ашидиған вақти йеқиндур. Юһаннаниң йәттә мәсиһийләр җамаитигә салам йоллиши 4Мәнки Юһаннадин Асия өлкисидики йәттә мәсиһийләр җамаитигә салам! Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә роһтин,* 5садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, дуния падишалириниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ болғай. У бизни сөйди, Өз қени билән бизни гуналиримиздин азат қилди, 6бизни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Өз Атиси Худаниң хизмитидики роһаний қилди. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға мәңгү мәнсүп болғай, амин! 7Мана У булутлар үстидә кәлмәктә. Һәммә көзләр, һәтта Униң тенини нәйзилигәнләрму Уни көриду. Йәр йүзидики пүткүл хәлиқләр Униң үчүн һаза тутиду. Бу иш җәзмән болиду, амин! 8Пәрвәрдигар Худа дәйдуки: «Баш вә Ахир Өзәмдурмән. Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм Мәңгү Бар Болғучимән, шундақла һәммигә қадирдурмән». Тирилгән Мәсиһниң Юһаннаға көрүнүши 9Мән қериндишиңлар Юһаннамән. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн азап-оқубәткә, Худаниң Падишалиғиға вә сәвир-тақәткә ортақмиз. Худаниң Сөзи вә Әйса Мәсиһниң қилған гувалиғини тарқатқанлиғим үчүн, бир мәзгил Патмос арилида мәһбус болуп туруп қалғандим. 10Рәббимизниң күнидә* Муқәддәс Роһниң мени илкигә елиши билән, кәйнимдин кәлгән канай авазиға охшап кетидиған үнлүк бир авазни аңлидим. 11Бу аваз: «Көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә мәсиһийләр җамаитигә, йәни Әфәс, Измир, Пәргама, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикия шәһәрлиригә әвәт», дегән еди. 12Маңа сөзлигүчини көрүш үчүн кәйнимгә бурулдум. Бурулғинимда, көзүмгә йәттә алтун чирақдан 13вә уларниң оттурисида учисидики тони ошуғиғичә чүшүп туридиған, көксигә алтун бәлбағ бағлиған Инсан Оғлиға охшайдиған Бири көрүнди. 14Униң чечи ақ жуң вә қардәк аппақ еди. Көзлири гоя ялқунлап турған оттәк еди. 15Путлири очақта тавлинип пақириған мисқа охшатти, авази шақирап еқиватқан суниң шавқунидәк еди. 16У оң қолида йәттә юлтуз тутқан болуп, ағзидин икки бислиқ өткүр бир қилич чиқип туратти. Чирайи худди чиңқи чүш вақтидики қуяштәк парлақ еди. 17Уни көргинимдә, айиғиға өлүктәк жиқилдим. У оң қолини учамға қоюп мундақ деди: — Қорқма, Тунҗа вә Ахирқи Мән болимән. 18Һаят болғучи Өзәмдурмән. Мән өлгән едим, лекин әнди мәңгү һаят яшаймән. Өлүм вә өлүкләр дияриниң ачқучи Мениң қолумда. 19Шуниң үчүн көргәнлириңни, йәни һазир болуватқан вә кәлгүсидә болидиған ишларни йезип қалдур. 20Йәттә алтун чирақдан вә сән оң қолумда көргән йәттә юлтузниң сириға кәлсәк, йәттә юлтуз йәттә мәсиһийләр җамаитиниң периштәлири. Йәттә чирақдан болса, йәттә җамаәттур. *4. «Йәттә» дегән санниң камаләткә йәткән, мукәммәл дегән мәнаси бар болуп, «йәттә роһ» Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду. *10. «Рәббимизниң күни» һәптиниң башлиниш күнини, йәни йәкшәнбә күнини көрситиду. Бу күндә Әйса Мәсиһ өлүмдин тирилгән.
2 Әфәстики мәсиһийләр җамаитигә йезилған хәт 1— Әфәстики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә* мундақ яз: «Оң қолида йәттә юлтузни тутуп, йәттә алтун чирақданниң оттурисида Маңғучи мундақ дәйду: 2Сениң әмәлиятиңни, тиришчанлиғиңни, сәвир-тақитиңни билимән. Яман адәмләрниң қилмишлириға чидап туралмайдиғанлиғиңни, әлчи болмисиму өзлирини әлчи, дәп ативалғанларни синап, уларниң сахтилиғини тонуғанлиғиңниму билимән. 3Шундақ, сән сәвир-тақәт қилдиң, Маңа ишәнгәнлигиң сәвәвидин келип чиққан җапа-мәшәқәткә бәрдашлиқ бәрдиң вә һармидиң. 4Лекин саңа бир наразилиғим барки, у болсиму меһир-муһәббитиң дәсләпкидин суслашти. 5Шуниң үчүн қанчилик һаләткә чүшүп қалғанлиғиңға нәзәр сал! Товва қил вә дәсләпки әмәлиятиңни әслигә кәлтүр. Әгәр товва қилмисаң, Мән келип чирақданиңни орнидин елип кетимән. 6Бирақ сениң бир артуқчилиғиң барки, у болсиму, сәнму Маңа охшаш Николас* тәрәпдарлириниң қилмишлиридин нәпрәтләндиң. 7Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут! Ғалибә қилғучиларға Худаниң җәннитидики һаятлиқ дәриғиниң мевилирини йейиш һоқуқини беримән». Измирдики мәсиһийләр җамаитигә йезилған хәт 8— Измирдики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Тунҗа вә Ахирқи, өлүп Тирилгүчи мундақ дәйду: 9Сениң азап-оқубәтлириңни вә намратлиғиңни билимән, лекин әмәлиятта сән бай. Өзлирини йәһудий дәвалғанларниң төһмәтлирини билимән. Әмәлиятта улар йәһудий әмәс, бәлки шәйтанниң груһидикиләрдур. 10Кәлгүсидә чекидиған азап-оқубәтләрдин қорқма. Билип қойғинки, шәйтан араңлардин бәзиләрни йеқинда зинданға ташлитип синимақчи. Силәр он күнгичә қийнилисиләр. Таки өлгичә Маңа садиқ бол. Шу чағда Мән саңа һаятлиқ таҗини кийдүримән. 11Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут. Ғалибә қилғучилар иккинчи өлүмниң зийиниға һәргиз учримайду». Пәргамадики мәсиһийләр җамаитигә йезилған хәт 12— Пәргамадики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Икки бислиқ өткүр қиличи бар Болғучи мундақ дәйду: 13Сениң шәйтанниң тәхти орунлашқан йәрдә туридиғанлиғиңни билимән. Шундақтиму сән Мениң намимға садиқ болуп кәлдиң. Һәтта араңдики ишәнчлик гувачим Антипа мошу шәйтанниң маканида өлтүрүлгән күнләрдиму Маңа ишәнгәнлигиңни инкар қилмидиң. 14Лекин саңа бир наразилиғим бар, бу болсиму араңларда Билъамниң тәлимигә әгәшкәнләр болмақта. Билъам Балақ дегән адәмгә исраилларни бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейиш вә җинсий әхлақсизлиқ қилишқа аздурушни үгәткән еди. 15Шуниңға охшаш, силәрниң араңларда Николас тәрәпдарлириниң тәлимигә әгәшкәнләрму бар. 16Шуниң үчүн товва қил. Ундақ қилмисаң, йениңға дәрһал берип, ағзимдики қиличим билән саңа зәрбә беримән. 17Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут. Ғалибә қилғучиларға сақлақлиқ маннидин* беримән. Уларға йәнә бирдин ақ таш вә бу ташларниң үстигә йезилған йеңи бир исимни, йәни буни қобул қилғучилардин башқа һеч ким билмәйдиған бир исимни беримән». Тиятирадики мәсиһийләр җамаитигә йезилған хәт 18— Тиятирадики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Худаниң көзлири ялқунлиған отқа вә путлири пақирақ мисқа охшайдиған Оғли мундақ дәйду: 19Сениң әмәлиятиңни, меһир-муһәббитиңни, ишәнчиңни, әҗриңни вә сәвир-тақитиңни билимән. Һазирқи әмәлиятиңниң дәсләпки әмәлиятиңдин ешип чүшүватқанлиғиниму билимән. 20Лекин саңа бир наразилиғим бар, у болсиму өзини пәйғәмбәр дәп тонуштурған Изабел исимлиқ аялға йол қоюватисән. Бу аял хәлқимгә тәлим берип, уларни җинсий әхлақсизлиқ қилишқа вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишкә аздурмақта. 21Мән униң товва қилиши үчүн пурсәт бәргән едим, лекин у җинсий әхлақсизлиғиға товва қилишни халимиди. 22Әнди уни еғир кесәл қилип ятқузуветимән. Униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилғанлар қилмишлириға товва қилмиса, уларниму еғир азапқа муптила қилимән. 23Униң пәрзәнтлирини әҗәллик кесәл билән һалак қилимән. У чағда пүткүл мәсиһийләр җамаәтлиригә кишиләрниң ой-пикри вә қәлбини яхши билгүчиниң Өзәм екәнлигимни билдүримән һәм һәр бириңларға қилған әмәлиятиңларға яриша яндуримән. 24-25Лекин Тиятирадики бу тәлимни қобул қилмиған вә шәйтанниң аталмиш «чоңқур сирлирини» үгәнмигән силәргә шуни ейтимәнки: өзәңларда бар болғанни Мән кәлгичә чиң сақлаңлар. Силәргә буниңдин башқа тәләп қоймаймән. 26Ким ғалибә қилса, йәни әмирлиримгә ахирғичә әмәл қилса, униңға пүткүл хәлиқләргә һаким болуш һоқуқини беримән. 27Мана бу Атам Маңа бәргән һоқуққа охшаш һоқуқтур. Зәбурда йезилғандәк: «У уларни* төмүр калтәк билән башқуруп, Сапал қачиларни уруп чаққандәк тар-мар қилиду». 28Ғалибә қилғучиларға йәнә таң юлтузини ата қилимән. 29Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңларда чиң тутуңлар!» *1. Мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчиси көрситилиши мүмкин. *6. Бу адәм қутқузулғанларниң бутпәрәслик вә әхлақсизлиқ қилиш әркинлигиниң барлиғини тәрғип қилатти. *17. Чиқиш 16:32-36гә вә Юһанна 6:48-58гә қараңлар. *27. Бу айәт Зәбур 2:9дин елинған болуп, бу йәрдики «улар» Худа билән қаршилашқучиларни көрситиду.
3 Сардистики мәсиһийләр җамаитигә йезилған хәт 1— Сардистики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Худаниң йәттә роһиға вә йәттә юлтузға егә Болғучи мундақ дәйду: Сениң әмәлиятиңни билимән. Һаят җамаәт, дәп нам елипсән, лекин өлүксән. 2Шуңа уйқаңни ечип, кичиккинә һәм йоқап кетиш алдида турған етиқадиңни күчәйт. Чүнки Худайим алдида әмәлиятиңниң техи түгәл әмәслигини билдим. 3Шуниң үчүн аңлиған вә қобул қилған тәлимләрни есиңдә тут. Уларға әмәл қил, товва қил. Әгәр ойғанмисаң, Мениң келишим саңа худди оғриниң күтүлмигән вақитта кәлгинидәк туюқсиз билиниду. Мениң келидиған вақит-саатимни һәргиз биләлмәйсән. 4Лекин араңларда өзлиригә дағ тәккүзмигән йәнә бир нәччиси бар. Улар ақ тон кийип, Мән билән биллә туриду. Чүнки улар буниңға лайиқтур. 5Ғалибә қилғучилар мана шундақ ақ тон кийиду. Уларниң намини һаятлиқ дәптиридин һәргиз өчүрмәймән. Уларниң намини Атам Худаниң вә Униң периштәлириниң алдида очуқ етирап қилимән. 6Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңларда чиң тутуңлар!» Филаделфийәдики мәсиһийләр җамаитигә йезилған хәт 7— Филаделфийәдики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Муқәддәс вә Ишәнчлик, қолида Давутниң ачқучи* болған, ишикни ачсам һеч ким япалмайду, япсам һеч ким ачалмайду, дегүчи мундақ дәйду: 8Сениң әмәлиятиңни билимән. Күчүң аҗиз болсиму, тәлимимгә әмәл қилдиң вә намимни инкар қилмидиң. Шуниң үчүн алдиңда һеч ким япалмайдиған бир ишикни ечип қойдум. 9Қара, шәйтан груһидикиләргә, өзлирини йәһудий дәп атавалған, әмәлиятта йәһудий әмәс алдамчиларни шундақ ақивәткә қалдуримәнки, улар келип сениң айиғиңға жиқилиду вә Мениң сени яхши көридиғанлиғимни көриду. 10Бәрдашлиқ бериш һәққидики әмримгә әмәл қилғанлиғиң үчүн, бу дуниядики инсанларни синаш мәхситидә пүтүн йәр йүзигә балаю-апәт чүширилидиған вақитта сени униңдин қоғдап қалимән. 11Туюқсиз келимән. Таҗиңни башқиларниң тартивалмаслиғи үчүн, өзәңдә бар болғанни чиң сақла. 12Ғалибә қилғучини Худаниң ибадәтханисиға түврүк қилимән. Бундақ адәм у йәрдин әсла кәтмәйду. Униң вуҗудиға Худайимниң намини, Худайимниң шәһириниң намини, йәни асмандин — Худаниң йенидин чүшидиған йеңи Йерусалимниң намини вә Мениң йеңи намимни язимән. 13Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңларда чиң тутуңлар!» Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитигә йезилған хәт 14— Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Амин Аталғучи,* йәни садиқ вә ишәнчлик Гувачи, Худа яратқан мәвҗудатларниң Мәнбәси мундақ дәйду: 15Сениң әмәлиятиңни билимән. Сән ишәнчтә соғму әмәс, қизғинму әмәс. Йә соғ, йә қизғин болсаңчу кашки. 16Сән йә соғ, йә қизғин әмәс, бәлки илман судәк болғанлиғиң үчүн, сени ағзимдин түкүрүп чиқириветимән. 17Баймән, баяшәтликтә яшаватимән, һеч нәрсигә һаҗәт әмәсмән, дәйсән. Лекин бечарә, ечинишлиқ, намрат, кор вә ялиңач екәнлигиңни билмәйсән. 18Шуңа бай болушуң үчүн от билән тавланған алтун, ялиңачлиқ әйивиңни йепишиң үчүн кийидиған ақ кийим-кечәк, көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртидиған мәлһәмләрни Мәндин сетивелишиңни тәвсийә қилимән. 19Мән өзәм яхши көридиған кишиләрниң һәммисини әйивини көрситип тәрбийиләймән. Шуниң үчүн қизғин болуп, гуналириңға товва қил. 20Қара, Мән һазир ишик алдида туруп, ишикни қеқиватимән. Әгәр бири авазимни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду. 21Мән ғалибә қилип, Атамниң тәхтидә Униң билән биллә олтардим. Шуниң үчүн Мәнму ғалибә қилғучиларға тәхтимдә Мән билән биргә олтириш һоқуқини беримән. 22Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңларда чиң тутуңлар!» *7. Әйса Мәсиһ җисманий җәһәттә Давут падишаниң Әвлади болуп, У Худаниң Падишалиғиға кириш дәрвазисиниң ачқучидур. *14. «Амин» сөзиниң мәнаси «Шундақ болсун» болуп, бу йәрдә Әйса Мәсиһниң Худаниң барлиқ вәдә вә планлириниң «Амини», йәни уларниң әмәлгә ешишиниң капалити екәнлиги тәкитләнгән.
4 Асмандики ибадәт 1Андин асманда очуқ бир ишикни көрдүм. Мән бурун аңлиған канай авазиға охшап кетидиған аваз: «Бу яққа чиқ, саңа буниңдин кейин йүз бериши муқәррәр болған вақиәләрни көрситәй», деди. 2Муқәддәс Роһниң мени дәрһал илкигә елиши билән асманда бир тәхт вә униңда олтарған Бирини көрдүм. 3Тәхттә Олтарғучиниң қияпити йешил қашташ вә қизил кварцқа охшатти. Зумрәтни әслитидиған бир һасан-һүсән тәхтни орап туратти. 4Тәхтниң әтрапида йәнә жигирмә төрт тәхт бар еди. Тәхтләрдә башлириға алтун таҗа кийгән, ақ тонға оранған жигирмә төрт йетәкчи олтиратти. 5Тәхттин чақмақлар чеқип, гүлдүрмоминиң гүлдүр-қараслири аңлинип туратти. Тәхтниң алдида ялқунлап турған йәттә мәшъәл бар еди. Булар Худаниң йәттә роһи еди. 6Тәхтниң алдида йәнә худди хрустальдәк пақирап туридиған, әйнәктәк сүзүк деңизға охшайдиған бир нәрсә бар еди. Тәхтниң һәр бир тәрипиниң оттура қисмида алди вә кәйнидә нурғун көзлири бар төрт тирик мәхлуқ туратти. 7Биринчи мәхлуқ ширға, иккинчи мәхлуқ буқиға охшатти. Үчинчи мәхлуқниң йүзи адәмниң чирайиға охшатти. Төртинчи мәхлуқ учуватқан бүркүткә охшатти. 8Төрт тирик мәхлуқниң һәр бириниң алтидин қанити бар болуп, уларниң пүтүн бәдини, һәтта қанат астиму көзләр билән толған еди. Улар кечә-күндүз тинмай мундақ дейишәтти: «Муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур, Әзәлдин бар болған, һазирму бар һәм кәлгүсидә Кәлгүчи Һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа!» 9Тирик мәхлуқлар тәхттә олтарған әбәдил-әбәт Һаят Болғучини улуқлап, Униңға һөрмәт вә тәшәккүр изһар қилғинида, 10жигирмә төрт йетәкчи әбәдил-әбәт яшайдиған тәхттә Олтарғучиниң айиғиға баш қоюп сәҗдә қилатти. Таҗилирини тәхтниң алдиға қоюшуп, мундақ дейишәтти: 11«Пәрвәрдигаримиз вә Худайимиз! Шан-шәрәп, һөрмәт вә қудрәткә лайиқсән. Чүнки һәммини Сән яраттиң. Һәммә нәрсә хаһишиң билән яритилип вуҗутқа кәлди». 5 Қозиниң орам язмини қолиға елиши 1Андин тәхттә Олтарғучиниң оң қолида һәр икки йүзигә хәт йезилған вә йәттә тамға билән печәтләнгән бир орам язмини көрдүм. 2Жуқури аваз билән: «Орам язма вә печәтләрни ечишқа ким лайиқтур?» дәп вақириған күчлүк бир периштәниму көрдүм. 3Лекин нә асманда, нә йәр йүзидә, нә йәр астида орам язмини ечип оқалайдиған бирәрси чиқмиди. 4Орам язмини ечиш вә оқушқа лайиқ бирәрси чиқмиғачқа, қаттиқ жиғлавәттим. 5Буниң билән йетәкчиләрдин бири маңа: — Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин кәлгән Шир — Давутниң Нотиси* ғалибә қилди. Орам язмини вә униң йәттә печитини ечишқа У қадир, — деди. 6Андин бир Қозиниң йетәкчиләр қоршап турған тәхт билән тирик мәхлуқларниң арилиғида турғанлиғини көрдүм. Қаримаққа, У бурун боғузланғандәк қилатти. Қозиниң йәттә мүңгүзи вә йәттә көзи бар болуп, бу көзләр Худаниң пүткүл дунияға әвәткән йәттә Роһи еди. 7Қоза берип, тәхттә Олтарғучиниң оң қолидин орам язмини алди. 8Язмини алғанда, төрт тирик мәхлуқ вә жигирмә төрт йетәкчи Униң айиғиға баш қойди. Уларниң һәр бириниң қолида чилтар* вә исриқ билән толған алтун тавақ бар еди. Бу исриқ Худаниң муқәддәс хәлқиниң дуалири еди. 9Улар йеңи бир қошақ ейтишти: «Орам язмини елишқа Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән. Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр хәлиқтин болған инсанларни Өз қениң төләми билән Худаға мәнсүп қилдиң. 10Уларни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Худайимизниң хизмитидики роһаний қилдиң. Улар йәр йүзидә һөкүм сүргүси». 11Андин тәхтниң, тирик мәхлуқларниң вә йетәкчиләрниң әтрапида миңлиған, он миңлиған периштәләрни көрдүм вә уларниң авазлирини аңлидим. 12Улар үнлүк аваз билән мундақ дейишәтти: «Боғузланған Қоза Қудрәт, байлиқ, даналиқ, күч-қувәт, Һөрмәт, шан-шәрәп вә мәдһийигә лайиқтур». 13Мән йәнә асман, йәр йүзи, йәр асти, деңизлар вә каинаттики пүтүн җанлиқларниң: «Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә қудрәт, Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға мәңгү мәнсүп болсун!» дегинини аңлидим. 14Төрт тирик мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, йетәкчиләр йәргә баш қоюп, тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға сәҗдә қилатти. *5. Бу аталғу дәсләп Тәвратта тилға елинған болуп, кейин келидиған Қутқазғучи-Мәсиһниң Давут падишаниң әвладидин екәнлигини көрситиду. *8. Чилтар — бир хил тарлиқ чалғу әсвап.
6 Қозиниң алтә печәтни ечиши 1Андин Қозиниң йәттә печәтниң биринчисини ачқанлиғини көрдүм. Шу чағда төрт тирик мәхлуқтин бириниң гүлдүрмомидәк аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим. 2Қариведим, бир ақ атни көрдүм. Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди. Униңға бир таҗа берилди. У ғалибә қилғучи сүпитидә ғалибә қучуш үчүн җәңгә атланди. 3Қоза иккинчи печәтни ачқанда, иккинчи мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. 4У чағда йәнә бир ат оттуриға чиқти, униң рәңги қизил еди. Атқа мингүчигә йәр йүзидики течлиқни елип кетиш вә инсанларни өз ара қирғинчилиққа селиш һоқуқи берилди. Униңға йәнә чоң бир қилич берилди. 5Қоза үчинчи печәтни ачқанда, үчинчи мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. Қариведим, бир қара атни көрдүм. Атқа мингүчиниң қолида бир тараза бар еди. 6Төрт тирик мәхлуқниң арисидин: «Бир күнлүк иш һәққи үчүн пәқәт бир тавақ буғдай яки болмиса үч тавақ арпила берилиду. Зәйтун дәриғи билән үзүм ғолиға тәгмә!» дегәндәк бир авазни аңлидим. 7Қоза төртинчи печәтни ачқанда, төртинчи мәхлуқниң: «Кәл!» дегән авазини аңлидим. 8Қариведим, бир татираң атни көрдүм. Атқа мингүчиниң исми «Өлүм» еди. Униң кәйнидин өлүкләр дияри әгишип келивататти. Буларға йәр йүзиниң төрттин биригә һөкүмранлиқ қилип, қилич, ачарчилиқ, ваба вә йәр йүзидики жиртқуч һайванлар арқилиқ адәм өлтүрүш һоқуқи берилди. 9Қоза бәшинчи печәтни ачқанда, Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги вә бәргән гувалиғи сәвәвидин өлтүрүлгәнләрниң җанлирини қурванлиқ суписиниң тегидә көрдүм. 10Улар қаттиқ аваз билән чуқан селишип: «Муқәддәс вә ишәнчлик Егимиз! Йәр йүзидә яшаватқан инсанларни қачан сорақ қилип, улардин қенимизниң интиқамини елип берисән?» дейишәтти. 11Уларниң һәр биригә бирдин ақ тон берилгән болуп, Худаға хизмәт қилған өзлиригә охшаш өлтүрүлидиған мәсиһий қериндашлириниң сани тошқичә азғинә вақит күтүши тәләп қилинған еди. 12Андин Қозиниң алтинчи печәтни ачқанлиғини көрдүм. Бу вақитта зимин қаттиқ тәвринип, қуяш худди қап-қара көмүрниң, ай болса қанниң рәңгигә кирди. 13Әнҗир дәриғиниң қаттиқ боранда силкинишидин тоң әнҗирләр йәргә төкүлгәндәк, асмандики юлтузларму йәр йүзигә төкүлди. 14Асман худди орам язмидәк орилип ғайип болди, пүткүл тағлар вә араллар орнидин йөткәлди. 15Дунияниң падишалири, һөкүмранлири, сәрдарлири, байлири, һоқуқдарлири, қуллири вә әркин адәмлириниң һәммиси өңкүрләргә вә тағларниң төшүклиригә йошурунди. 16Улар тағ-даванларға мундақ дәп җар салди: «Үстимизгә чүшүңлар! Бизни тәхттә Олтарғучиниң йүзидин вә Қозиниң ғәзивидин тосап қелиңлар! 17Чүнки уларниң ғәзиви тутқан дәһшәтлик күн кәлди. Униңға кимму бәрдашлиқ берәлисун?» 7 Тамғиланған 144000 киши 1Униңдин кейин йәр йүзиниң төрт булуңида турған төрт периштәни көрдүм. Улар қуруқлуқ, деңиз һәм дәл-дәрәқләрни боран урмаслиғи үчүн, йәр йүзиниң төрт тәрипидин келидиған боранни тизгинләп туратти. 2Мәңгү һаят Худаниң тамғисини елип күн чиқиштин кәлгән башқа бир периштәниму көрдүм. У қаттиқ аваз билән қуруқлуқ вә деңизларни бузуп ташлаш һоқуқи берилгән әшу төрт периштәгә: 3«Биз Худаниң хизмәткарлириниң пешанисигә тамға басқичә, қуруқлуқ, деңиз вә дәл-дәрәқләрни бузуп ташлимаңлар», дәп вақириди. 4Андин мән тамғиланғанларниң санини аңлидим. Исраилларниң пүтүн қәбилилиридин 144000 киши, йәни: 5Йәһуда қәбилисидин 12000 киши, Рубен қәбилисидин 12000 киши, Гад қәбилисидин 12000 киши, 6Ашер қәбилисидин 12000 киши, Нафтали қәбилисидин 12000 киши, Манассә қәбилисидин 12000 киши, 7Шимон қәбилисидин 12000 киши, Лавий қәбилисидин 12000 киши, Иссакар қәбилисидин 12000 киши, 8Зәбулун қәбилисидин 12000 киши, Йүсүп қәбилисидин 12000 киши, Бинямин қәбилисидин 12000 киши тамғиланған еди. Ақ кийимлик халайиқ 9Андин һәр хәлиқ, һәр қәбилә, һәр милләттин болған, һәр хил тилларда сөзлишидиған санап түгәткүсиз зор бир топ халайиқниң тәхтниң вә Қозиниң алдида турғанлиғини көрдүм. Уларниң һәммиси ақ тон кийгән болуп, қоллирида хорма шахлири тутқан еди. 10Улар үнлүк аваз билән: «Ниҗатлиқ тәхттә олтарған Худайимиздин вә Қозидин келиду», дәп вақиришатти. 11Пүтүн периштәләр тәхтниң, йетәкчиләрниң вә төрт тирик мәхлуқниң әтрапиға олишивалған еди. Улар тәхтниң алдида йәргә баш қоюп, Худаға сәҗдә қилип, мундақ дейишәтти: 12«Амин! Мәдһийә, шан-шәрәп, Даналиқ вә тәшәккүр, Һөрмәт вә күч-қудрәт Худайимизға мәңгү мәнсүп болсун. Амин!» 13Шу чағда йетәкчиләрдин бири мәндин: — Ақ тон кийгән бу кишиләр ким болиду, қәйәрдин кәлди? — дәп сориди. 14— Тәхсир, мән билмәймән, бу өзлиригә мәлумдур, — дедим. У маңа: — Булар дәһшәтлик балаю-апәтләрни бешидин өткүзүп кәлгәнләрдур. Улар тонлирини Қозиниң қенида жуюп, аппақ қилған. 15Шуниң үчүн улар Худаниң тәхтиниң алдида туруп, Худаниң ибадәтханисида кечә-күндүз Униң хизмитидә болиду. Тәхттә олтарғучи Худа уларға сайивәндур. 16Улар әнди ач қалмайду, уссимайду, уларға нә аптап, нә қаттиқ иссиқ өтмәйду. 17Чүнки уларни тәхтниң оттурисидики Қоза бақиду вә һаятлиқ сүйиниң булақлириға елип бариду. Худа уларниң көзлиридики пүтүн яшларни сүртиду, — деди. 8 Қозиниң йәттинчи печәтни ечиши 1Қоза йәттинчи печәтни ачқанда, асманда йерим саатчә җим-җитлиқ һөкүм сүрди. 2Андин Худаниң алдида турған йәттә периштәни көрдүм. Уларға йәттә канай берилди. 3Алтун исриқдан тутқан йәнә бир периштә келип, қурванлиқ суписиниң алдида турди. Тәхтниң алдидики алтун қурванлиқ суписида Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқиниң дуалири билән биллә аташ үчүн, униңға көп исриқ берилди. 4Исриқтин чиққан түтүнләр билән муқәддәс хәлиқниң дуалири периштәниң қолидин Худаниң алдиға көтирилди. 5Андин периштә исриқданни қолиға елип, уни қурванлиқ суписидики от билән толтуруп йәр йүзигә атти. У чағда гүлдүрмоминиң гүлдүр-қараслири аңланди. Чақмақлар чеқип, йәр-зимин тәврәнди. Периштәләрниң канай челиши 6Андин кейин қоллириға бирдин канай тутқан йәттә периштә канайлирини челишқа һазирланди. 7Биринчи периштә канийини чалғанда, мөлдүр билән от қанға арилашқан һалда яғдурулди. Зиминниң үчтин бири, дәл-дәрәқләрниң үчтин бири вә пүткүл йешил от-чөпләр көйүп кәтти. 8Иккинчи периштә канийини чалғанда, гоя лавулдап көйүватқан чоң бир тағдәк наһайити зор бир җисим деңизға ташланди. Деңизниң үчтин бири қанға айланди. 9Деңиздики җаниварларниң үчтин бири өлди вә кемиләрниң үчтин бири вәйран болди. 10Үчинчи периштә канийини чалғанда, асмандин мәшъәлдәк ялқунлап янған чоң бир юлтуз дәрияларниң үчтин бириниң вә булақларниң үстигә чүшти. 11Бу юлтузниң исми «Қериқ» еди. Суларниң үчтин бири қериқ болуп кетип, бу суни ичкән нурғун адәм өлүп кәтти. 12Төртинчи периштә канийини чалғанда, қуяшниң, айниң вә юлтузларниң үчтин бири зәрбигә учриди. Нәтиҗидә қуяш, ай вә юлтузларниң йоруқлуғиниң үчтин бири өчти. Күндүзниң үчтин бири қараңғулуққа айланди, кечиниң үчтин биридә йоруқлуқ йоқалди. 13Йәнә қариведим, асманда учуп кетиватқан бир бүркүтниң қаттиқ аваз билән: «Башқа үч периштә чалидиған канай авазлириниң дәстидин йәр йүзидә яшайдиғанларниң һалиға вай, һалиға вай, һалиға вай!» дегинини аңлидим. 9 1Бәшинчи периштә канийини чалғанда, асмандин йәргә чүшүп кәткән бир юлтузни көрдүм. Теги йоқ һаңға* баридиған йолниң ачқучи униңға берилди. 2У теги йоқ һаңни ачқанда, һаңдин йоған очақниң исидәк түтүн етилип чиқти. Һаңниң түтүнидин қуяш вә асманни қараңғулуқ басти. 3Түтүнниң ичидин йәр йүзигә чекәткә яғди. Уларға чаянлардәк чеқиш күчи берилгән еди. 4Чекәткиләргә йәр йүзидики от-чөпләргә вә һәр қандақ өсүмлүк яки дәл-дәрәқләргә әмәс, пәқәт пешанисидә Худаниң тамғиси болмиған инсанларғила зиян йәткүзүш буйрулған еди. 5Уларға бу инсанларни өлтүрүш әмәс, пәқәт бәш ай муддәтлик қийин-қистаққа елиш буйруғила берилгән еди. Бу қийин-қистақ чаян адәмни чаққан вақиттики қаттиқ ағриқ азавиға охшатти. 6У күнләрдә инсанлар өлүмни издәйду, лекин тапалмайду; өлүмни сеғиниду, лекин өлүм улардин қачиду. 7Чекәткиләрниң қияпити худди җәңгә һазирланған атларға охшатти. Башлирида болса алтун таҗиға охшайдиған бир нәрсә бар еди. Чирайи адәмниңкигә охшатти. 8Чачлири аялларниң чечиға, чишлири ширниң чишиға охшатти. 9Көкрәклири төмүр савутларға охшатти. Қанатлириниң авази җәңгә атланған нурғун ат-һарвуларниң авазиға охшатти. 10Чаянларниңкигә охшаш чақидиған қуйруқлири бар еди. Қуйруқлиридики зәһәрлик нәштиридә адәмни бәш ай азапқа салғидәк күч бар еди. 11Уларни башқуридиған падиша теги йоқ һаңниң периштәси еди. Бу периштәниң ибранийчә исми Аваддон; грекчә исми Аполийон, йәни һалак қилғучи еди. 12Биринчи балаю-апәт өтүп кәтти. Әнди буниңдин кейин йәнә икки балаю-апәт келиду. 13Алтинчи периштә канийини чалғанда, Худаниң алдидики алтун қурванлиқ суписиниң төрт мүңгүзидин чиққан бир авазни аңлидим. 14Бу аваз алтинчи периштәгә: «Чоң Фират дәриясиниң йенида бағлақлиқ төрт периштәни бошат», деди. 15Дәл шу жил, шу ай, шу күн вә шу саат үчүн һазирлап қоюлған бу төрт периштә инсанларниң үчтин бирини һалак қилиш үчүн бағлақтин бошитилди. 16Буларниң атлиқ ләшкәрлириниң сани икки йүз миллион еди. Уларниң саниниң җакаланғанлиғини аңлидим. 17Ғайибанә аламәттә көзүмгә көрүнгән ат вә атлиқлар мана мундақ еди: атлиқларниң көкрәк қалқанлири чоғдәк қизил, көк яқуттәк көк вә гуңгуттәк сериқ еди. Атларниң башлири ширниң бешиға охшатти. Еғизлиридин от, түтүн вә гуңгут пүркүләтти. 18Инсанларниң үчтин бири буларниң ағзидин пүркүлгән от, түтүн вә гуңгуттин ибарәт бу үч апәттин өлди. 19Атларниң күчи еғизлирида вә қуйруқлирида еди. Қуйруқлириниң иланға охшаш беши болуп, булар билән адәмни зәхимләндүрәтти. 20Қалған инсанлар, йәни бу балаю-апәтләрдин аман қалғучилар өз қилмишлириға товва қилмиди. Җинларға, көрәлмәс, аңлалмас вә маңалмас алтун, күмүч, мис вә яғач бутларға ибадәт қилиштин ваз кәчмиди. 21Улар қатиллиқ, сехиргәрлик, җинсий әхлақсизлиқ вә оғрилиқлириғиму товва қилмиди.
10 Периштә вә кичик орам язма 1Андин кейин асмандин чүшүватқан йәнә бир күчлүк периштәни көрдүм. У бир парчә булутни йепинған болуп, бешиниң үстидә бир һасан-һүсән бар еди. Йүзи қуяшқа, путлири болса от түврүгигә охшатти. 2Қолида бир кичик очуқ орам язма бар еди. У оң путини деңиз үстигә, сол путини болса қуруқлуққа қоюп туруп, 3ширниң һөкүришигә охшаш қаттиқ аваз билән вақириди. У вақириғанда, йәттә гүлдүрмома өз гүлдүр-қараслири билән җавап қайтурди. 4Йәттә гүлдүрмома җавап қайтурғанда, уларниң сөзлирини хатириливалмақчи болуп тураттим. Бирақ асмандин: «Йәттә гүлдүрмоминиң ейтқанлирини хатирилимә. Уларни мәхпий тут», дегән бир авазни аңлидим. 5Деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған, мән көргән у периштә оң қолини асманға көтирип, 6асман, йәр, деңиз вә улардики мәвҗудатларни Яратқучи, йәни әбәдил-әбәт Яшиғучиниң нами билән қәсәм қилип: «Әнди кечиктүрүлмәйду; 7әксичә йәттинчи периштә канийини чалғанда, Худа Өз хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләргә җакалиған сир әмәлгә ашиду», деди. 8Мән асмандин аңлиған аваз маңа йәнә: «Берип, деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған периштәниң қолидики очуқ орам язмини ал», деди. 9Мән берип, периштәниң кичик орам язмини маңа беришини соридим. У маңа: — Буни елип йә! Ағзиңда һәсәлдәк татлиқ болиду, бирақ мәйдәңни ечиштуриду, — деди. 10Кичик орам язмини периштәниң қолидин елип йедим, ағзимда һәсәлдәк татлиқ тетиди. Лекин уни жутқинимда мәйдәм ечишип кәтти. 11Кейин периштә маңа: — Сән Худаниң көп милләтләр, хәлиқләр, һәр хил тилларда сөзлишидиған кишиләр вә падишалар тоғрисидики пәйғәмбәрлик сөзлирини йәнә бир қетим җакалишиң лазим, — деди. 11 Икки гувачи 1Маңа өлчигүч орнида ишлитишкә қомуч берилди вә бир аваз маңа мундақ деди: «Берип, Худаниң ибадәтханиси вә қурванлиқ суписини өлчә, у йәрдә ибадәт қиливатқанларни сана. 2Ибадәтханиниң ташқирқи һойлисини өлчимәй қой, чүнки у йәр йәһудий әмәсләргә берилди. Улар муқәддәс шәһәрни 42 ай дәпсәндә қилиду. 3Мән икки гувачимға қудрәт беримән. Улар қарилиқ кийим кийип, Худаниң аянини бәкитилгән әйнә шу 1260 күндә йәткүзиду». 4Дунияниң Рәбби алдида турған икки түп Зәйтун дәриғи вә икки чирақдан мана шу гувачилардур. 5Бирәрси уларни зәхимләндүрмәкчи болса, улар еғизлиридин от пүркүп, у дүшмәнни көйдүрүп ташлайду. Уларни зәхимләндүрмәкчи болғанлар мана шундақ өлтүрүлиду. 6Улар Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини җакалайдиған күнләрдә ямғур яғмаслиғи үчүн, асманни йепиветиш қудритигә егә еди. Улар суларни қанға айландуруш вә һәр хил балаю-апәтләр билән йәр йүзигә халиған вақитта зәрбә бериш қудритигиму егә. 7Гувалиқ вәзипилири аяқлашқанда, теги йоқ һаңдин чиқидиған девә улар билән елишиду вә уларни йеңип өлтүриду. 8Җәсәтлири улуқ шәһәрниң ғол йолиға ташлиниду. Бу шәһәр Содом яки Мисир дегән символлуқ нам билән аталған болуп, уларниң Рәббиму у йәрдә чапрас яғачқа миқланған еди. 9Һәр милләттин, һәр қәбилидин вә һәр хил тилда сөзлишидиған хәлиқләрдин кишиләр келишип, уларниң җәсәтлиригә үч йерим күн тикилип қарайду вә җәсәтләрниң йәрликкә қоюлушиға рухсәт қилмайду. 10Йәр йүзидә яшайдиғанлар уларниң бу әһвалидин хошаллиққа чөмүп, һейт-мәйрәм өткүзиду, бир-биригә һәдийәләр әвәтишиду, чүнки бу икки пәйғәмбәрниң сөзи инсанларниң вижданлириға тикәндәк санчилип, уларға қахшатқуч зәрбә бәргән еди. 11Үч йерим күндин кейин, икки пәйғәмбәрниң тенигә Худадин кәлгән һаятлиқ нәпәси кирди вә улар орнидин турди. Уларни көргәнләр интайин алақзадә болуп кетишти. 12Икки пәйғәмбәр асмандин кәлгән җараңлиқ бир авазниң: «Бу яққа чиқ!» дегәнлигини аңлиди вә дүшмәнлириниң көз алдида бир булут ичидә асманға көтирилди. 13Дәл шу чағда, зимин шиддәтлик тәврәнди, шәһәрниң ондин бири гумран болуп, йәттә миң киши һалак болди. Қалғанлири интайин қорқушуп, асмандики Худани улуқлашти. 14Иккинчи балаю-апәт өтүп кәтти. Әнди үчинчи балаю-апәт келишкә аз қалди. Йәттинчи периштәниң канай челиши 15Униңдин кейин йәттинчи периштә канийини чалди. Асмандин кәлгән җараңлиқ авазлар мундақ дәтти: «Дунияниң падишалиғи Пәрвәрдигаримиз вә Униң Мәсиһигә мәнсүп болди. У әбәдил-әбәт һөкүм сүргүси». 16Худаниң алдидики өз тәхтлиридә олтарған жигирмә төрт йетәкчи йәргә баш қоюп, Худаға сәҗдә қилип, мундақ дейишти: 17«Һазир вә әзәлдин бар болған Һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, Шүкүрләр болсун Саңа. Чүнки улуқ қудритиң билән, Һөкүмүңни жүргүзүшкә башлидиң. 18Хәлиқләр ғәзәпләнгән еди. Әнди Сениң ғәзивиң йетип кәлди! Өлүкләрни сорақ қилиш, Хизмәткарлириң болған пәйғәмбәрләрни Вә Худаниң муқәддәс хәлқи, Шундақла әрзимәс яки улуқ болсун, Намиңни чоңқур һөрмәтлигәнләрни мукапатқа егә қилиш, Йәр йүзини гумран қилғанларни һалак қилиш вақти кәлди». 19Андин Худаниң асмандики ибадәтханиси ечилди вә Униң келишим сандуғи у йәрдә көрүнди. Шу ан чақмақлар чеқип, гүлдүрмоминиң гүлдүр-қараслири аңланди. Зимин тәвринип, дәһшәтлик мөлдүр йеғип кәтти. 12 Аял вә әҗдиһа 1У чағда асманда әҗайип зор бир карамәт, йәни қуяшни йепинчақлиған бир аял көрүнди. Униң путлириниң астида ай, бешида он икки юлтузлуқ таҗа бар еди. 2Бу аялниң ай-күни тошуп қалған болуп, толғақ ичидә дат-пәрият қилатти. 3Андин асманда йәнә бир карамәт, йәни йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, чоң бир қизил әҗдиһа көрүнди. Униң йәттә бешида йәттә таҗа бар еди. 4У асмандики юлтузларниң үчтин бирини қуйруғи билән сүрүп, йәр йүзигә чүширивәтти. Андин аял бошанған һаман униң балисини ялмап жутувәтмәкчи болуп, туғут үстидики аялниң алдида турди. 5Аял бир бала, йәни пүтүн әлләрни төмүр калтәк билән башқуридиған бир оғул туғди. Бала тәхттә олтарған Худаниң алдиға дәрһал елип чиқилди. 6Аял болса чөлгә қачти. У йәрдә униң 1260 күн беқилиши үчүн униңға Худа тәрипидин һазирлап қоюлған бир җай бар еди. 7Униңдин кейин асманда җәң болди. Баш периштә Микаил вә униң периштәлири әҗдиһаға қарши җәң қилди. Әҗдиһаму өз периштәлири билән уларға етилди, 8лекин елишалмиди. Буниң билән улар асмандики орнидин мәһрум қалди. 9Чоң әҗдиһа, йәни иблис яки шәйтан дәп аталған, пүтүн дунияни аздурған һелиқи қедимий илан өз периштәлири билән биллә йәр йүзигә ташланди. 10Шуниңдин кейин асманда җараңлиқ бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: «Худайимизниң ниҗатлиғи, қудрити, падишалиғи вә У тайинлиған Мәсиһниң һоқуқи намайән болди. Чүнки Худайимизниң алдида қериндашлиримизни кечә-күндүз әйиплигүчи асмандин ташлаветилди. 11Қериндашлиримиз Қозиниң қени вә Униң қилған гувалиғи билән әҗдиһани йәңди. Улар һәтта өлүм алдидиму өз җенини айимиди. 12Шуниң үчүн, әй асман вә асманда яшиғучилар, хошал болуңлар! Лекин һалиңларға вай, әй йәр вә деңизлар! Чүнки иблис үстүңларға ташланди. У өз вақтиниң аз қалғанлиғини билип, дәрғәзәпкә кәлди». 13Әҗдиһа өзиниң йәр йүзигә ташланғанлиғини көрүп, оғул балини туққан аялни қоғлашқа башлиди. 14Аялниң әҗдиһадин далдилинип, чөлдики үч йерим жил беқилидиған маканға учуп кетиши үчүн, униңға йоған бир бүркүтниң икки қанити берилди. 15Әҗдиһа аялниң арқисидин ағзи билән дәриядәк су пүркүп, уни сәлгә бастуруп еқитип кәтмәкчи болди. 16Лекин зимин аялға ярдәм қилип, ағзини ечип, әҗдиһаниң ағзидин етилип чиққан дәрияни жүтти. 17Буниң билән әҗдиһа аялға дәрғәзәп болуп, униң башқа пәрзәнтлири, йәни Худаниң әмирлирини тутуп, Әйса Мәсиһниң бәргән гувалиғида турғанлири билән җәң қилғили кәтти. 13 1Һелиқи әҗдиһа деңиз бойида тикилип туратти. Деңиздин чиққан девә Андин он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир девиниң деңиздин чиқиватқанлиғини көрдүм. Униң һәр бир мүңгүзидә бирдин таҗа бар еди, һәр бир бешида Худаға күпүрлүк кәлтүридиған ибарә йезилған еди. 2Мән көргән бу девә илпизға охшатти, путлири ейиқниң путлириға, ағзи болса ширниң ағзиға охшатти. Әҗдиһа девигә өз қудрити, тәхти вә зор һоқуқини бәрди. 3Девиниң башлиридин бири әҗәллик яриланғандәк туратти. Лекин бу әҗәллик яра сақайған еди. Пүтүн дуния һәйранлиқ ичидә девигә әгәшти. 4Улар девигә бундақ һоқуқ бәргән әҗдиһаға ибадәт қилишти. Улар йәнә девигиму ибадәт қилип: «Девигә тәң келәләйдиғанлар барму? Униң билән кимму елишалисун?» деди. 5Девигә тәкәббурлуқ вә күпүрлүк қилидиған еғиз һәмдә 42 ай жүргүзәләйдиған һоқуқ берилди. 6У Худаға, Худаниң намиға вә Униң дәргаһиға, йәни бу йәрдә яшайдиғанларға күпүрлүк қилиш үчүн ағзини ачти. 7Униң Худаниң муқәддәс хәлқигә қарши җәң қилип, уларни йеңишигә йол қоюлди. Һәр қәбилә, һәр милләт, һәр хил тилда сөзлишидиған хәлиқләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи берилди. 8Дуния яритилғандин бу ян, боғузланған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилғанлардин башқа, йәр йүзидә яшайдиған һәммә инсан Униңға ибадәт қилиду. 9Мону сөзни қулиғиңларда чиң тутуңлар: 10«Худаниң: «Тутқун болиду», дегини чоқум тутқун болиду. Худаниң: «Қиличлиниду», дегини чоқум қиличлинип өлиду». Шуниң үчүн Худаниң муқәддәс хәлқи сәвир қилиши, етиқатта чиң туруши лазим. Йәрдин чиққан девә 11Униңдин кейин йәрдин чиқиватқан йәнә бир девини көрдүм. Униң Қозиниңкидәк кичик икки мүңгүзи бар еди, лекин авази әҗдиһаниңкидәк чиқатти. 12У биринчи девигә вакалитән пүтүн һоқуқни жүргүзүп, йәр йүзини вә униңда яшайдиғанларни әҗәллик яриси сақайған биринчи девигә ибадәт қилишқа мәҗбурлатти. 13У чоң карамәтләрни көрситәтти, һәтта инсанларниң көз алдида асмандин йәр йүзигә от яғдуратти. 14У биринчи девигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған карамәтләр билән йәр йүзидә яшайдиғанларни аздурди. Уларға қилич билән чепилған, лекин аман қалған биринчи девиниң һөрмити үчүн бир һәйкәл тикләшни буйриди. 15Йәрдин чиққан девигә, деңиздин чиққан девиниң һәйкилигә һаятлиқ нәпәси берип, уни сөзләләйдиған қилиш вә униңға ибадәт қилмиғанларниң һәммисини өлтүрүш қудрити берилди. 16У улуқ вә әрзимәс, бай вә кәмбәғәл, әркин адәм вә қулларниң һәммисини оң қоли яки пешанисигә бир бәлгү урғузушқа мәҗбурлиди. 17Бу бәлгү барлар, йәни қоли яки пешанисидә девиниң нами яки униң намиға вәкиллик қилидиған рәқәм бесилғанлардин башқа һеч ким бир нәрсә сетивалалматти яки саталматти. 18Бу йәрдә бир һекмәт бар. Әқил-парасити барла кишиләр девиниң рәқимини һесаплап чиқалайду, чүнки бу рәқәм бир адәмгә вәкиллик қилиду. Униң рәқими 666дур. 14 Қутқузувелинғанларниң қошиғи 1Андин Қозиниң Сион* теғи үстидә турғанлиғини көрдүм. Униң йенида пешанисигә Қозиниң вә Униң Атисиниң исми йезилған 144000 киши бар еди. 2Асмандин худди шарқирап еқиватқан суларниң вә гүлдүрмоминиң қаттиқ гүлдүрлишидәк бир авазни аңлидим. Мән аңлиған аваз йәнә чилтарчилар орундиған нәғмә авазиғиму охшатти. 3Һелиқи 144000 киши тәхтниң, төрт тирик мәхлуқниң вә йетәкчиләрниң алдида йеңи бир нахша ейтишти. Бу нахшини гуналириниң төләми төлинип бу дуниядин азат қилинған кишиләрдин башқа һеч ким үгинишкә қадир әмәс еди. 4Улар худди җинсий әхлақсизлиқ қилип бақмиған кишиләрдәк пак болуп, Қоза нәгә барса, уларму Униңға әгишип шу йәргә бариду. Улар инсанлар арисидин төләм билән қутқузувелинғанлар болуп, худди дәсләп пишқан мевә Худаға аталғинидәк, улар Худаға вә Қозиға аталғанлардур. 5Уларниң ағзидин ялған сөз чиқмайду. Улар әйипсиздур. Үч периштә елип кәлгән хәвәрләр 6Буниң кәйнидин асманда учуп жүргән башқа бир периштәни көрдүм. Бу периштә йәр йүзидә яшайдиғанларға, йәни һәр бир хәлиқ, қәбилә вә һәр хил тилда сөзлишидиған милләтләргә йәткүзидиған мәңгүлүк Хуш Хәвәрни елип кәлгән еди. 7У җараңлиқ аваз билән: «Худадин қорқуңлар! Уни улуқлаңлар! Чүнки Униң инсанларни сорақ қилидиған вақти йетип кәлди. Асманни, зиминни, деңизни вә булақларни Яратқучиға сәҗдә қилиңлар!» дәтти. 8Униң кәйнидин кәлгән иккинчи периштә мундақ деди: «Гумран болди! Өз җинсий әхлақсизлиғиниң күчлүк шаравини пүткүл хәлиқләргә ичкүзгән улуқ шәһәр Бабил гумран болди!» 9Алдинқи икки периштәниң кәйнидин үчинчи периштә қаттиқ аваз билән мундақ деди: «Кимдә-ким деңиздин чиққан девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилса, униң бәлгүсини пешанисигә яки қолиға урғузса, 10Худаниң ғәзивиниң сап һәм күчлүк шаравини Худаниң ғәзиви билән толған қәдәһтә ичиду. У муқәддәс периштәләрниң вә Қозиниң алдида от вә гуңгутта азаплиниду. 11Уни қийниған отниң ис-түтәклири мәңгү пурқирап туриду. Девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилип, униң исминиң бәлгүсини урғузғанларға кечә-күндүз арамлиқ болмайду». 12Шуниң үчүн Худаниң әмирлирини тутқан вә Әйсаға садиқ болған хәлиқ сәвир-тақәтлик болуши лазим. 13Мән йәнә асманда мундақ бир авазни аңлидим: «Бу сөзни яз: ‹ Буниңдин кейин Рәббимизгә мәнсүп болуп өлгәнләр нәқәдәр бәхитлик! › » Муқәддәс Роһ: «Дурус, улар өз ишлирини түгитип арам алиду. Чүнки қилған яхши әмәллириниң нәтиҗиси улар билән биллә болиду», деди. Зиминдики ома 14Униңдин кейин бир парчә ақ булутни көрдүм. Булутниң үстидә бешиға алтун таҗа кийгән, қолида өткүр бир оғақ тутқан, Инсан Оғлиға охшайдиған Бири олтиратти. 15Ибадәтханидин чиққан башқа бир периштә булутниң үстидә Олтарғучиға жуқури аваз билән: «Оғиғиңни сал вә ор! Чүнки ома вақти кәлди, зиминдики зираәтләр пишип йетилди», деди. 16Булут үстидә Олтарғучи зиминға оғақ салди. Йәрдики зираәтләр орулди. 17Асмандики ибадәтханидин йәнә бир периштә чиқти. Униңму өткүр бир оғиғи бар еди. 18Арқидинла отни башқуридиған йәнә бир периштә қурванлиқ суписи тәрәптин чиқип, өткүр оғақ тутқан периштәгә жуқури аваз билән: «Өткүр оғиғиңни селип, йәр йүзидики үзүм таллириниң сапақлирини жиғивал, чүнки үзүмләр пишип йетилди», деди. 19Буниң билән периштә оғиғини йәр йүзигә салди вә йәрдики үзүм таллириниң мевилирини жиғип, Худаниң ғәзивиниң шарап көлчигигә ташлиди.* 20Шәһәрниң сиртидики шарап көлчигидики үзүмләр дәссилип, шәрбәтлири қан болуп, атниң тизгинигә келидиған егизликтә үч йүз чақирим жирақлиққа ақти. *1. Сион — Йерусалимниң йәнә бир исми болуп, Давут падишаниң вақтидила Исраилниң пайтәхти еди. «Вәһийләрдә» Сион Худаниң вә Униң қутқузувелинған хәлқиниң асмандики мәңгүлүк маканиға символ қилинған. *19. Жиғилған мевиләрниң шарап көлчигигә ташлиниши Худаға қарши турғучиларниң Униң җазасиға тартилишиға символ қилиниду.
15 Периштәләр вә кейинки балаю-апәтләр 1Асманда зор һәм һәйран қаларлиқ йәнә бир карамәтни, йәни ахирқи йәттә хил балаю-апәтни елип келидиған йәттә периштәни көрдүм. Худаниң ғәзиви бу балаю-апәтләр билән ахирлишатти. 2Мән йәнә от арилаш хрусталь деңиздәк бир көрүнүшни көрдүм. Униң йенида девә үстидин ғалибә қилғанлар, йәни девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилмиған һәм униң намиға вәкиллик қилидиған рәқәм билән тамғиланмиғанлар туратти. Уларниң қоллирида Худа бәргән чилтарлар болуп, 3улар Худаниң хизмәткари Мусаниң нахшисини һәм Қоза һәққидики нахшини ейтишатти: «Һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, Қилғанлириң улуқ вә карамәттур. Әй пүткүл хәлиқләрниң Падишаси, Йоллириң адил вә һәқтур. 4Әй Пәрвәрдигар, Сәндин қорқмайдиған ким бар, Намиңни мәдһийилимәйдиған? Чүнки ялғуз бир муқәддәс Өзәңдурсән. Келип пүткүл хәлиқләр, Саңа сәҗдә қилғуси. Чүнки ашкарә болғач Қилғанлириңниң һәққанийлиғи». 5Униңдин кейин асмандики ибадәтханиниң, йәни келишим чедириниң ечилғанлиғини көрдүм. 6Йәттә хил балаю-апәтни өз илкидә тутқан йәттә периштә пакиз һәм пақирап туридиған кәндир рәхттин тон кийгән, көксигә алтун бәлбағ бағлиған һалда ибадәтханидин чиқти. 7Төрт тирик мәхлуқниң бири йәттә периштәгә әбәдил-әбәт яшайдиған Худаниң ғәзиви билән толған йәттә алтун чинини бәрди. 8Ибадәтхана Худаниң улуқлуғи вә қудритидин түтүн билән толди. Йәттә периштәниң йәттә балаю-апити тамам болмиғичә, һеч ким ибадәтханиға кирәлмиди. 16 Худаниң ғәзиви билән толған йәттә чинә 1Шуниңдин кейин ибадәтханидин көтирилгән җараңлиқ бир авазниң йәттә периштәгә: «Бериңлар, Худаниң ғәзиви билән толған йәттә чинидикини йәр йүзигә төкүңлар!» дегәнлигини аңлидим. 2Биринчи периштә берип чинидикини қуруқлуққа төкти. Буниң билән тенидә девиниң бәлгүси болған вә униң һәйкилигә ибадәт қилғанларниң бәдинини жиркиничлик жириңлиқ ярилар қаплап кәтти. 3Иккинчи периштә чинидикини деңизға төкти. Деңиз сүйи өлүкниң қениға охшаш қанға айланди вә ичидики пүтүн җанлиқлар өлди. 4Үчинчи периштә чинидикини дәрия вә булақларға төкти. Уларниң сүйиму қанға айланди. 5Андин су периштәсиниң мундақ дегәнлигини аңлидим: «Һазир вә әзәлдин бар болған муқәддәс Худа! Чиқарған һөкүмлириң дурус вә адилдур. 6Яман адәмләр Сениң муқәддәс хәлқиң вә пәйғәмбәрләр қенини төккәнлиги үчүн, Сән уларға ичкили қан бәрдиң. Улар мошу җазаға лайиқтур». 7Йәнә қурванлиқ суписидин кәлгән бир авазниң: «Әй һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа, һөкүмлириң һәқ вә адилдур», дегәнлигини аңлидим. 8Төртинчи периштә чинидикини қуяшниң йүзигә төкти. Буниң билән қуяшқа инсанларни оттәк қизиғи билән өртәш қудрити берилди. 9Инсанлар дәһшәтлик иссиқта өртәлди. Бирақ улар товва қилиш вә бу балаю-апәтләрни кәлтүрүш қудритигә егә болған Худаға һәмдусаналар ейтишниң орниға Уни қарғашти. 10Бәшинчи периштә чинидикини девиниң тәхтигә төкти. Девиниң падишалиғини қараңғулуқ басти. Инсанлар азаптин тиллирини чишләшти. 11Улар ағриқ азави вә ярилириниң дәстидин асмандики Худани қарғашти. Бирақ қилмишлириға товва қилишмиди. 12Алтинчи периштә чинидикини улуқ Фират дәриясиға төкти. Шу һаман дәрияниң сүйи қуриди. Буниң билән күн чиқиштин келидиған падишаларниң йоли ечилди. 13Шуниңдин кейин әҗдиһаниң, девиниң вә сахта пәйғәмбәрниң еғизлиридин чиққан пақиға охшайдиған үч яман роһни көрдүм. 14Булар карамәтләр көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүтүн дуниядики падишаларни һәммигә қадир Худаниң улуқ күнидики җәңгә топлашқа кетивататти. 15Әйса мундақ деди: «Қараңлар, оғриниң келишидәк туюқсиз келимән. Ялиңач қелип, номусқа қалмаслиқ үчүн, кийимлирини йениға қоюп, сәгәк ятқанлар нәқәдәр бәхитлик-һә!» 16Үч яман роһ падишаларни ибранийчә «Армагедон» дейилидиған йәргә топлиди. 17Йәттинчи периштә чинидикини һаваға төкти. Асмандики ибадәтханиниң тәхтидин көтирилгән җараңлиқ бир аваз: «Иш тамам!» деди. 18Шу пәйттә чақмақлар чеқилди, гүлдүрмоминиң гүлдүр-қараслири аңланди. Йәр-зимин шунчилик тәврәндики, инсанлар яритилғандин бери бундақ қаттиқ тәвриниш болмиған еди. 19Улуқ шәһәр Бабил үчкә бөлүнди. Һәр қайси әлләрдики шәһәрләрму йәр билән йәксән болди. Шу улуқ шәһәр Бабилдин һесап елиниш үчүн, Худаниң қаттиқ ғәзиви билән толған қәдәһ униңға берилди. 20Пүтүн араллар ғайип болди, тағлар йоқалди. 21Асмандин инсанларниң үстигә һәр бир даниси қириқ бәш килограмм чамисида келидиған мөлдүр яғди. Бу мөлдүр апити шундақ қорқунучлуқ болдики, инсанлар бу балаю-апәтниң дәстидин Худани қарғашти. 17 Даңлиқ паһишә аял 1Йәттә чиниси бар йәттә периштәниң бири келип, маңа: — Бу йәргә кәл, сулар үстидә олтарған, даңқи чиққан паһишә аялниң тартидиған җазасини саңа көрситип қояй. 2Дунияниң падишалири униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилишти, йәр йүзидә яшайдиғанлар униң җинсий әхлақсизлиғиниң шаравидин мәс болушти, — деди. 3Униңдин кейин периштә мени бир чөлгә елип кәтти. Шу чағда Муқәддәс Роһ мени өз илкигә алған еди. У йәрдә йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, пүтүн әзайини күпүрлүк намлири қаплиған бир тоқ қизил девиниң үстидә олтарған бир аялни көрдүм. 4Аял сөсүн вә тоқ қизил рәңлик кийим кийгән болуп, алтун, қиммәт баһалиқ таш вә үнчә-мәрвайитлар билән безәлгән еди. Қолида жиркиничлик нәрсиләр вә өз җинсий әхлақсизлиғиниң мәйнәтчиликлири билән толған бир алтун қәдәһ бар еди. 5Пешанисигә «Улуқ Бабил — паһишиләрниң вә дуниядики пүткүл жиркиничликләрниң аниси» дегән бир сирлиқ нам йезилған еди. 6Мән аялниң Худаниң муқәддәс хәлқи, йәни Әйсаға гувалиқ берип қурван болғанларниң қени билән мәс болғанлиғини көрдүм. Уни көрүп интайин һәйран болдум. 7Периштә маңа мундақ деди: — Немигә һәйран болуватисән? Аялниң вә у минип турған йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк девиниң сирини саңа ейтип берәй. 8Сән көргән девә бир заманларда бар еди, һазир йоқ. У кейин теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә йүзлиниду. Йәр йүзидә яшайдиған, амма дуния яритилғандин бу ян нами һаятлиқ дәптиригә йезилмиған кишиләр девини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду. 9Буни чүшиниш үчүн әқил-парасәт керәк. Йәттә баш у аял олтарған йәттә таққа, шундақла йәттә падишаға вәкиллик қилиду. 10Буларниң бәши ағдурулған, бири бар, йәнә бири техи кәлмиди. У кәлгәндә азла вақит туралайду. 11Бурун бар, лекин һазир болмиған девиниң өзи сәккизинчи падишадур. У һәм йәттә падишаниң қатарида һалакәткә йүзлиниду. 12Сән көргән девиниң он мүңгүзи техи һөкүм сүрмигән он падишадур. Лекин буларға девә билән биллә бир саатлиқ падишалиқ һоқуқи берилиду. 13Бу падишалар өз қудрити вә һоқуқлирини бир нийәт, бир мәхсәттә девигә беришиду. 14Девә вә падишалар бирлишип Қозиға қарши җәң қилиду. Қоза ғалибә қилиду, чүнки Қоза рәбләрниң Рәбби, падишаларниң Падишасидур. Униң билән бир сәптикиләр чақирилған, талланған вә Униңға садиқ болғанлардур. 15Периштә маңа йәнә: — Паһишә аял бойида олтарған, сән көргән суларниң өзи милләтләр, қәбилиләр, хәлиқләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиған кишиләрдур. 16Сән көргән девә вә он мүңгүз бу паһишә аялдин нәпрәтлиниду, уни талан-тараҗ қилип ялиңачлап қойиду, униң гөшини йәп, өзини отта көйдүриду. 17Чүнки Худа әшу он падишаниң қәлбини әсир қилип, уларниң өз мәхсәтлирини әмәлгә ашурғузиду. Шуниң билән бу падишалар Худаниң сөзлири әмәлгә ашқичә, һөкүмранлиқ һоқуқини девигә өткүзүп бериштә бирликкә келиду. 18Сән көргән аял дунияниң падишалири үстидин һөкүмранлиқ қилидиған улуқ шәһәр — Бабилдур, — деди. 18 Бабилниң гумран болуши 1Униңдин кейин чоң һоқуқлуқ йәнә бир периштәниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. Йәр йүзи униң парлақ нури билән йоруп кәтти. 2Периштә җараңлиқ аваз билән мундақ вақириди: «Гумран болди, улуқ шәһәр Бабил гумран болди! Әнди у җинларниң макани, Һәр хил яман роһларниң угиси, Һәр хил иплас вә жиркиничлик қушларниң угисидур. 3Чүнки ичишти һәр қайси хәлиқләр, Униң әхлақсизлиғиниң күчлүк шаравидин. Җинсий әхлақсизлиқ қилишти дунияниң падишалири униң билән, Бейишти дунияниң содигәрлири. Униң баяшәтчилигиниң көплүгидин». 4Асмандин йәнә бир авазни аңлидим: «У йәрдин чиқиңлар, әй хәлқим! Болмиса шерик болисиләр у шәһәрниң гуналириға. Учрайсиләр униң бешиға чүшидиған балаю-апәтләргә. 5Чүнки пәләккә йәтти униң қатму-қат гуналири, Худаниң ядиға йәтти униң яман қилмишлири. 6Яндуруңлар униң силәргә қилғиниға мувапиқ. Қайтуруңлар униң қилмишлириға қошлап. Сунуңлар икки баравәр толтуруп, Униң шарап бәргән қәдиһини. 7Әйш-ишрәттә һашамәтчилик билән яшиған қандақ, Бериңлар униңға азап вә әләм шундақ. Чүнки махтинидуки у өз көңлидә: ‹ Олтиримән хаништәк тәхттә, Тул әмәсмән. Тутмасмән әсла матәм! › 8Бу сәвәвидин Униң бешиға келидиған балаю-апәт, Йәни өлүм, ачарчилиқ вә матәм, Келиду һаман бир күн ичидила. Өртилиду у от ичидә. Чүнки сорақ қилиду уни Қудрәтлик Пәрвәрдигар Худа!» 9Униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилған вә әйш-ишрәттә яшиған дунияниң падишалири уни өртигән отниң ис-түтәклирини көргәндә, униң һалиға ечинип жиға-зар қилишиду. 10Униң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп дәйдуки: «Исит! Исит! Улуқ шәһәр! Аһ Бабил, күчлүк шәһәр! Тартилдиң җазаға, бир саат ичидила». 11Дуниядики содигәрләрму униң һалиға ечинип жиға-зар қилишиду. Чүнки әнди уларниң маллирини, 12йәни алтун-күмүч, қиммәт баһалиқ таш, үнчә-мәрвайит, есил кәндир рәхт, сөсүн товар-дурдун, ипәк, тоқ қизил рәңлик гәзмал, һәр түрлүк хушбой яғачлар, пил чиши, әң есил яғач, мис, төмүр вә мәрмәрләрдин ишләнгән хилму-хил буюмлар, 13шуниңдәк гүлдарчин, дора-дәрмәк, исриқ, мурмәкки, мәстәк, шарап, зәйтун йеғи, ақ ун, буғдай, кала, қой, ат, һарву вә қуллирини, йәни адәмлирини сетивалидиған киши йоқтур. 14Бу содигәрләр Бабилға: «Сән мәстанә болған есил нәрсиләр сәндин кәтти; Пүтүн есил мал-дуниялириң ғайип болди. Сән уларни әнди тапалмассән», дәйду. 15Бабилда бу малларни сетип бейиған содигәрләр шәһәрниң тартиватқан азап-оқубәтлиридин қорқуп, жирақта туруп, униң һалиға ечинип жиға-зар қилишип дейишидуки: 16«Исит, исит улуқ шәһәр! Оралған едиң есил кәндир рәхтләргә, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик гәзмалларға, Безәлгән едиң алтун, қиммәт баһалиқ таш вә үнчә-мәрвайитларға! 17Бәрбат болдуң шунчә улуқ байлиқлар билән бир саат ичидила». Барлиқ кемә башлиқлири, кемидики йолувчилар, кемичиләр вә деңизға тайинип җан бақидиғанларниң һәммиси жирақта туруп: 18уни өртигән отниң ис-түтәклирини көрүп: «Бу улуқ шәһәрниң йәнә бир тәңдиши бармиду?» дәп пәрият қилишиду. 19Улар башлириға топа төкүшүп, матәм тутуп, һәсрәт билән үн селип мундақ дәп жиғлишиду: «Исит! Исит! Улуқ шәһәр! Бейиған еди униң байлиғидин деңизда кемиси барлар, Һалбуки, вәйран болди шәһәр бир саат ичидила!» 20«Әй асман, әй Худаниң муқәддәс хәлқи, әлчиләр вә пәйғәмбәрләр! Хуш болуңлар униң бешиға кәлгәнләрдин! Чүнки җазалап Худа уни, Елип бәрди силәрниң дәрдиңларни». 21Андин күчлүк бир периштә түгмән тешиға охшаш йоған бир ташни көтирип, деңизға ташлап мундақ деди: «Ташлиниду мана шундақ шиддәт билән улуқ шәһәр Бабил, Көрүнмәйду қайта. 22Әнди аңланмайду авази униңда, Чилтарчиниң, нахшичиниң, канайчиниң, сүнәйчиниң. Әнди тепилмайду униңда һеч қандақ қол һүнәрвән. Әнди аңланмайду авази түгмәнчиниң. 23Әнди парлимайду чирақ йоруғи униңда, Аңланмайду муңдишиши йеңи әр-хотунларниң. Дунияниң әң мәртивилик кишилири еди униң содигәрлири, Азди сехри билән пүтүн хәлқи аләм. 24Төкүлди бу шәһәрдә қанлири, Пәйғәмбәрләр, Худаниң муқәддәс хәлқи, йәр йүзидә қирғин болғанларниң». 19 Асмандики һәмдусаналар 1Шуниңдин кейин асманда нурғун халайиқниң вақирашлиридәк бир авазни аңлидим. Улар: «Һәмдусана! Ниҗатлиқ, улуқлуқ вә қудрәт Худайимизға мәнсүптур. 2Чүнки Униң һөкүмлири һәқ вә адилдур. У йәр йүзини өз җинсий әхлақсизлиғи билән бузған даңлиқ паһишини сораққа тартип, Өз хизмәткарлириниң қениниң интиқамини алди», дейишәтти. 3Улар йәнә: «Һәмдусана! Паһишини өртигән отниң ис-түтәклири Пурқирайду әбәдил-әбәт!» дейишти. 4Жигирмә төрт йетәкчи вә төрт тирик мәхлуқ йәргә баш қоюп: «Амин! Һәмдусана!» дәп тәхттә олтарған Худаға сәҗдә қилишти. Қозиниң той зияпити 5Униңдин кейин тәхттин көтирилгән бир аваз мундақ деди: «Әй Худаниң пүткүл хизмәткарлири, Уни чоңқур һөрмәтлигән улуқ вә әрзимәсләрниң һәммиси Уни мәдһийиләңлар!» 6Андин суларниң шарқиришиға, қаттиқ гүлдүрмоминиң гүлдүрлишигә вә нурғун халайиқниң авазиға охшаш бир авазни аңлидим. Улар: «Һәмдусана! Һәммигә қадир Пәрвәрдигаримиз Худа һөкүмрандур. 7Шат-хорамлиқ билән тәнтәнә қилайли! Уни мәдһийиләп улуқлайли! Чүнки Қозиниң той күни йетип кәлди, Қиз өзини тәйяр қилди. 8Униңға кийиш үчүн пакиз вә ялтирап туридиған есил кәндир тон берилди», дәп вақирашти. (Есил кәндир Худаниң муқәддәс хәлқиниң хәйирлик ишлириға вәкиллик қилиду.) 9Андин периштә маңа: — Мону сөзләрни хатириләвал, «Қозиниң той зияпитигә тәклип қилинғанлар нәқәдәр бәхитлик!» — деди. У маңа йәнә: — Булар Худаниң һәқиқий сөзлиридур, — деди. 10Униңға сәҗдә қилиш үчүн айиғиға баш қойдум. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргән қериндашлириңға охшаш хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! Чүнки Әйса Мәсиһ һәққидә гувалиқ бериш Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини ейтишниң һәқиқий маһийитидур, — деди. Ақ атқа мингүчи 11Униңдин кейин асманниң ечилғанлиғини вә у йәрдә турған бир ақ атни көрдүм. Атқа Мингүчиниң исми «Садиқ» вә «Һәқ» еди. У адил һөкүм вә адил җәң қилатти. 12Униң көзлири ялқунлап турған отқа охшатти. Бешида нурғун таҗа бар болуп, бәдинигә Өзидин башқа һеч ким билмәйдиған бир исим йезилған еди. 13Учисиға қанға миләнгән тон кийгән бу атқа Мингүчиниң исми «Худаниң Сөзи» еди. 14Пакиз вә аппақ есил кәндир тон кийгән асмандики қошунлар ақ атларға минип, Униң кәйнидин әгишип келивататти. 15Униң ағзидин һәр қайси хәлиқләргә зәрбә бериш үчүн өткүр бир қилич чиқип туратти. У хәлиқләрни төмүр калтәк билән башқуратти. У Худаға қарши турғучиларни худди үзүмләрни шарап көлчигидә дәссәп миҗиғандәк, һәммигә қадир Худаниң отлуқ ғәзиви билән һалак қилатти. 16Униң тони вә йотисида «Падишаларниң Падишаси вә рәбләрниң Рәбби» дегән нами йезилған еди. 17Андин қуяшниң ичидә турған бир периштәни көрдүм. У асманда учуватқан барлиқ қушларға қаттиқ аваз билән: «Келиңлар, Худаниң улуқ зияпитигә жиғилиңлар! 18Падишаларниң, сәрдарларниң вә қудрәтликләрниң, шундақла атларниң вә униңға мингәнләрниң, қулларниң вә әркин адәмләрниң, улуқларниң вә әрзимәсләрниң гөшлирини йәңлар», деди. 19Униңдин кейин девә, дуния падишалири вә уларниң ләшкәрлириниң атқа Мингүчи һәм Униң қошуни билән җәң қилиш үчүн җәм болғанлиғини көрдүм. 20Девә вә униңға вакалитән мөҗүзиләр көрсәткән сахта пәйғәмбәр иккилиси тутулди. Сахта пәйғәмбәр шу мөҗүзиләр арқилиқ тенидә девиниң бәлгүси болған һәм девиниң һәйкилигә ибадәт қилғанларни аздуруп жүргән еди. Уларниң һәр иккилиси гуңгут йениватқан от көлигә тирик ташланди. 21Уларниң ләшкәрлири атқа Мингүчиниң ағзидин чиққан қилич билән чепилди. Пүтүн учарқанатлар буларниң гөшини йәп тойди. 20 Миң жил 1Униңдин кейин қолида теги йоқ һаңниң ачқучи вә йоған бир кишән тутқан бир периштәниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. 2Периштә әҗдиһани, йәни иблис яки шәйтан дейилгән һелиқи қедимий иланни тутуп, миң жиллиқ кишәнлиди. 3Һәр қайси хәлиқләрниң миң жил тошқичә қайта аздурулмаслиғи үчүн, уни теги йоқ һаңға ташлиди. Андин һаңниң ағзини йепип тамғиливәтти. Миң жил тошқандин кейин, әҗдиһа вақитлиқ қоюп берилиши керәк еди. 4Андин тәхтләрни вә уларда олтарғанларни көрдүм. Уларға һөкүм қилиш һоқуқи берилгән еди. Униңдин башқа, Әйсаға гувалиқ бәргәнлиги вә Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги үчүн каллиси елинғанларниң җанлириниму көрдүм. Улар девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилмиған, униң бәлгүси пешанисигә вә қоллириға урулмиғанлар еди. Уларниң һәммиси тирилип, Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүрәтти. 5Бу дәсләпки тирилиш еди. Өлүкләрниң қалғанлири миң жил тошмиғичә тирилмәтти. 6Дәсләпки тирилиштин һөзүрләнгәнләр бәхитлик вә муқәддәстур. Иккинчи өлүмниң буларни илкигә елиш һоқуқи йоқтур. Улар Худаниң вә Мәсиһниң роһанийлири болиду вә Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүриду. Шәйтанниң мәғлуп болуши 7Миң жил тошқанда, шәйтан зиндандин бошитилип, 8йәр йүзиниң төрт булуңидики хәлиқләрни, йәни йәҗүҗ билән мәҗүҗләрни* аздуруш вә уларни җәң қилиш үчүн бир йәргә топлашқа чиқиду. Топлинидиғанларниң сани деңиз бойидики қумдәк санақсиздур. 9Улар пүтүн йәр йүзини кезип, Худаниң муқәддәс хәлқиниң туридиған җайини, йәни у сөйидиған шәһәрни қоршавға алиду. Лекин асмандин от йеғип, уларни күл қилиду. 10Уларни аздурған иблис болса девә билән сахта пәйғәмбәр көйүватқан от вә гуңгут көлигә ташлинип, у йәрдә кечә-күндүз мәңгү азаплиниду. Ахирқи һөкүм 11Униңдин кейин чоң бир ақ тәхт вә униңда Олтарғучини көрдүм. Асман билән зимин Униң алдидин қечип, ғайип болди. 12Мән йәнә өлүкләрни көрдүм. Улуқ яки әрзимәс болсун, һәммиси тәхтниң алдида туратти. Китаплар ечилди. «Һаятлиқ дәптири» дейилгән йәнә бир китапму ечилди. Өлүкләр китапларда хатириләнгәнләр бойичә өз әмәлиятиға қарап һөкүм қилинди. 13Деңиз өзидики өлүкләрни, өлүм вә өлүкләр дияриму өзлиридики өлүкләрни тапшурушти. Һәр ким өз әмәлиятиға қарап һөкүм қилинди. 14Андин өлүм вә өлүкләр дияри от көлигә ташланди. Мана бу от деңизи иккинчи өлүмдур. 15Исми һаятлиқ дәптиридә йезилмиғанларниң һәммиси от көлигә ташланди. *8. Йәҗүҗ билән мәҗүҗ — йәни «гог билән магог». Улар Худаниң әзиз хәлқигә шәйтанниң башчилиғида һуҗум башлайдиған дүшмәнләрдур.
21 Йеңи асман вә йеңи зимин 1Андин йеңи асман вә йеңи зиминни көрдүм, чүнки бурунқи асман вә зимин ғайип болған еди. Деңизму йоқалған еди. 2Муқәддәс шәһәрниң, йәни Худа назил қилған йеңи Йерусалимниң асмандин худди өз жигитигә пәдәзлинип һазирланған қиздәк чүшүватқанлиғини көрдүм. 3Тәхттин көтирилгән җараңлиқ бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: «Мана, Худаниң макани инсанларниң арисидидур, Худа уларниң арисида яшайду, улар Худаниң хәлқи болиду. Худа Өзиму уларниң арисида туруп, уларниң Худаси болиду, 4У уларниң көзлиридики һәр бир тамча яшлирини етиду. Әнди өлүм әсла болмайду, нә матәм, нә жиға-зар, нә қайғу-әләм болмайду, чүнки бурунқи аләм өтүп кәтти». 5Бу чағда тәхттә Олтарғучи мундақ деди: «Мана, һәммини йеңилаймән!» У маңа йәнә: «Буларни хатириләвал, чүнки бу сөзләр ишәнчлик вә һәқтур», деди. 6У йәнә: «Тамам болди. Баш вә Ахир, Муқәддәм вә Тамам Өзәмдурмән. Уссиғанларға һаятлиқ сүйиниң булиғидин һәқсиз су беримән. 7Ғалибә қилғанлар буларға мирасхорлуқ қилиду. Мән уларниң Худаси болимән. Уларму Мениң пәрзәнтлирим болиду. 8Лекин қорққанчақ, етиқатсиз, бузуқ, қатил, җинсий әхлақсизлиқ қилғучи, сехиргәр, бутпәрәс вә ялғанчиларға кәлсәк, уларниң еришидиғини гуңгут билән янған от көлидур. Мана бу иккинчи өлүмдур». Йеңи Йерусалим 9Ахирқи йәттә балаю-апәт билән толған йәттә чинини тутқан йәттә периштәдин бири келип, маңа: — Кәл! Қозиға һәмра болидиған қизни саңа көрситип қояй, — деди. 10Андин Муқәддәс Роһниң мени өз илкигә елиши билән, периштә мени чоң вә егиз бир таққа елип чиқти. У йәрдин маңа асмандин Худа назил қилған муқәддәс шәһәр Йерусалимниң чүшүватқанлиғини көрсәтти. 11Шәһәр Худаниң улуқлуғи билән толған болуп, униң пақириши интайин есил бир гөһәрниң, йешил қашташтәк ялтириған хрустальниң пақиришиға охшатти. 12Шәһәрниң чоң һәм егиз сепили вә он икки дәрвазиси бар еди. Һәр бир дәрвазини бирдин периштә сақлатти. Һәр бир дәрвазиниң үстигә исраилларниң он икки қәбилисидин бириниң исми йезилған еди. 13Шәриқтә үч дәрваза, ғәриптә үч дәрваза, шималда үч дәрваза вә җәнупта үч дәрваза бар еди. 14Шәһәрни қоршап турған сепилниң он икки һул теши бар болуп, уларниң үстигә Қозиниң он икки әлчисиниң исимлири йезилған еди. 15Маңа гәп қилған периштәниң қолида шәһәрни вә шәһәрниң дәрвазилири билән сепилини өлчәйдиған бир алтун өлчигүч бар еди. 16Шәһәр төрт булуңлуқ болуп, узунлуғи билән кәңлиги охшаш еди. Периштә шәһәрни өлчигүч билән өлчиди. Һәр бир тәрипи икки миң икки йүз чақирим кәлди. Узунлуғи, кәңлиги вә егизлиги бир-биригә тәпму-тәң еди. 17Периштә сепилниму өлчиди. Сепилниң қелинлиғи у ишләткән инсанларниң өлчигүчи бойичә атмиш бәш метр кәлди. 18Сепил йешил қашташтин, шәһәр әйнәктәк сүзүк сап алтундин бена қилинған еди. 19Шәһәр сепилиниң һули һәр хил есил ташлар билән безәлгән еди. Биринчи һул таш йешил қашташ, иккинчиси көк яқут, үчинчиси һеқиқ, төртинчиси зумрәт, 20бәшинчиси қизил һеқиқ, алтинчиси қизил кварц, йәттинчиси сериқ кварц, сәккизинчиси рәңсиз яқут, тоққузинчиси топаз, онинчиси йешил кварц, он биринчиси сөсүн яқут вә он иккинчиси сөсүн кварц еди. 21Он икки дәрваза он икки мәрвайит еди, йәни дәрвазиларниң һәр бири бирдин мәрвайиттин ясалған еди. Шәһәрниң ғол йоли әйнәктәк сүзүк сап алтундин еди. 22Шәһәрдә һеч қандақ ибадәтхана көрмидим, чүнки һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа вә Қоза шәһәрниң ибадәтханисидур. 23Шәһәрниң йорутулуши үчүн қуяш яки ай һаҗәтсиз болуп, уни Худаниң парлақ нури йорутуп туриду. Қоза униң чириғи болиду. 24Дуниядики хәлиқләр шәһәрдики йоруқлуқта яшайду. Дунияниң падишалири шану-шәвкитини у йәргә елип келиду. 25Шәһәрниң дәрвазилири мәңгү тақалмай күн бойи очуқ туриду, чүнки у йәрдә зади кечә болмайду. 26Һәр қайси хәлиқләр шану-шәвкитини вә иззитини у йәргә елип келиду. 27У йәргә һәр қандақ напак нәрсиләр вә жиркиничлик ишларни қилидиған ялғанчи кишиләр кирәлмәйду; пәқәт нами Қозиниң һаятлиқ дәптиридә йезилғанларла кирәләйду. 22 1Униңдин кейин периштә маңа Худаниң вә Қозиниң тәхтидин башланған, хрустальдәк сүзүк һаятлиқ сүйи еқиватқан дәрияни көрсәтти. 2Шәһәрниң ғол йолиниң оттурисида еқиватқан бу дәрияниң икки тәрипидә он икки қетим мевә беридиған, йәни һәр айда мевә беридиған һаятлиқ дәриғи болуп, дәрәқниң йопурмақлири пүткүл хәлиқләргә шипа еди. 3Ләнәткә учрайдиған ишлар қалмайду. Худаниң вә Қозиниң тәхти шәһәрниң ичидә болуп, Худаниң хизмәткарлири у йәрдә ибадәт қилиду. 4Улар Худаниң җамалини көриду, Худаниң нами уларниң пешанилиригә йезилиду. 5У йәрдә әсла кечә болмайду, нә чирақ нуриға, нә қуяш нуриға һаҗити чүшмәйду. Чүнки Пәрвәрдигар Худа уларниң йоруқлуғи болуп, улар әбәдил-әбәт һөкүм сүриду. 6Периштә маңа: — Бу сөзләр ишәнчлик вә һәқтур. Пәйғәмбәрләрниң роһиға илһам бәргән Пәрвәрдигар Худа йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған вақиәләрни Өз хизмәткарлириға көрситиш үчүн, периштәсини әвәтти, — деди. Әйса Мәсиһниң қайта келиши 7Әйса Мәсиһ мундақ деди: «Мана, пат йеқинда келимән! Бу китаптики пәйғәмбәрлик сөзләргә әмәл қилғанлар нәқәдәр бәхитлик!» 8Буларни аңлиғучи вә көргүчи мән Юһаннамән. Бу ишларни аңлиғинимда вә көргинимдә, буларни маңа көрсәткән периштәгә сәҗдә қилиш үчүн униң айиғиға баш қойдум. 9Лекин у маңа: — Һәргиз ундақ қилма! Мән саңа, пәйғәмбәр болған сениң қериндашлириңға һәм бу китаптики сөзләргә әмәл қилғанларға охшаш Худаниң хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! — деди. 10У маңа йәнә: — Бу китаптики пәйғәмбәрлик сөзләрни печәтләп мәхпий тутма, чүнки бу ишларниң әмәлгә ашидиған вақти йеқиндур. 11Яманлиқ қилғучилар яманлиғини қиливәрсун, пәскәшләр пәскәшлигини давамлаштурувәрсун, һәққанийлар һәққанийлиғини давамлаштурувәрсун, Худаға атилип пак болғанлар паклиқта яшавәрсун, — деди. 12Әйса Мәсиһ мундақ деди: «Мана, пат йеқинда келимән! Һәр кимниң әмәлиятиға қарап, беридиғинимни Өзәм билән биллә елип келимән. 13Баш вә Ахир, Тунҗа вә Ахирқи, Муқәддәм вә Тамам Мән болимән». 14Һаятлиқ дәриғиниң мевилиридин һөзүрлиниш вә шәһәр дәрвазилиридин кириш һоқуқиға еришиш үчүн тонлирини жуюп тазилиғанлар нәқәдәр бәхитлик! 15Пәскәшләр, сехиргәрләр, җинсий әхлақсизлиқ қилғучилар, қатиллар, бутпәрәсләр, ялғанчилар вә ялғанчилиқ қилишқа хуштарларниң һәммиси шәһәрниң сиртида қалиду. 16«Мәнки Әйса Мәсиһ мәсиһийләр җамаәтлиригә бу ишларни йәткүзүш үчүн, периштәмни әвәттим. Давутниң Нотиси һәм Әвлади Мән болимән. Парлақ таң Юлтузи Мән болимән». 17Муқәддәс Роһ вә тойи болидиған қиз:* «Кәл!» деди. Аңлиғанларниң һәммисиму: «Кәл!» десун. Уссиған кәлсун, халиған киши һаятлиқ сүйидин һәқсиз ичсун. Хатимә 18Мәнки Юһанна бу китаптики пәйғәмбәрлик сөзләрни аңлиғанларни җиддий агаһландуримәнки: Кимду-ким бу сөзләргә бир нәрсә қошса, Худа униңға бу китапта йезилған балаю-апәтләрни кәлтүриду. 19Кимду-ким бу пәйғәмбәрлик сөзләр йезилған китаптики бирәр сөзни чиқиривәтсә, Худаму уни бу китапта йезилған һаятлиқ дәриғидин вә муқәддәс шәһәрдин берилидиған үлүшидин мәһрум қилиду. 20Мана буларға гувалиқ бәргүчи Әйса Мәсиһ мундақ дәйду: «Шундақ, пат йеқинда келимән!» «Амин! Кәл, я Рәббим Әйса!» 21Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити Худаниң муқәддәс хәлқи билән биллә болғай, амин!
|
||||||||||||||||||||||||