Тимотийға йезилған биринчи хәт 1 1Қутқазғучимиз Худаниң вә үмүтүмиз болған Әйса Мәсиһниң әмри билән Униң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин 2ишәнч йолида өз оғлумдәк болуп қалған Тимотийға салам. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһимдиллик вә аманлиқ ата қилғай! Сахта тәлимләрни тосаш 3Македонийә өлкисигә барғанда саңа ейтқинимдәк, сениң давамлиқ Әфәс шәһиридә қелип, араңлардики бәзи кишиләрниң натоғра тәлимләрни тарқитишини тосишиңни сораймән. 4Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду. 5Бизниң бундақ буйруқ қилишимиздин мәхсәт, пак қәлб, сап виждан вә чин ишәнчтин келип чиққан меһир-муһәббәтни башқиларға көрситишиңлар үчүндур. 6Бәзи кишиләр бу тәлимдин чәтнәп, бемәна гәпләрни қилип жүриду. 7Уларниң башқилар тәрипидин Тәврат қануниниң өлимаси дәп аталғуси бар. Бирақ улар өзлириниң немә дәватқанлиғини яки өзлириниң ишәнч билән ейтқан сөзлириниң немә екәнлигини чүшәнмәйду. 8Бизгә мәлумки, әгәр кишиләр Тәврат қанунини тоғра қолланса, у пайдилиқтур. 9Биз йәнә шуни билишимиз керәкки, Тәврат қануни Худаниң әмирлиригә бойсунидиған адәмләр үчүн әмәс, бәлки натоғра ишларни қилғучилар үчүн түзүлгәндур, йәни қанунға хилаплиқ қилғучилар, бойни қаттиқлар, Худа йолида маңмиғанлар, гунакарлар, Худаға бепәрвалиқ қилғучилар, Худани мәсқирә қилғучилар, ата-анисини яки башқиларни өлтүргән қатиллар, 10җинсий әхлақсизлиқ қилғанлар, охшаш җинистики бузуқлар, қул содигәрлири, ялғанчилар, қәсәмхорлар вә башқа қилмишлар билән тоғра тәлимләргә хилаплиқ қилған кишиләр үчүн түзүлгәндур. 11Бу тәлимләр мәдһийиләшкә мунасип болған Худа тәрипидин маңа аманәт қилинған улуқ Хуш Хәвәргә асасланған. Худаниң рәһимдиллигигә шүкүр 12Маңа күч-қудрәт бәргән Рәббимиз Әйса Мәсиһкә шүкүр ейтимән. Чүнки У мени ишәнчлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиди. 13Мән бурун Әйса Мәсиһкә күпүрлүк қилип, Униңға ишәнгүчиләргә зиянкәшлик қилған рәһимсиз бир адәм болсамму, У йәнила маңа рәһим қилди. Чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнмигәнлигимдин қилған едим. 14Рәббимиз маңа мол меһир-шәпқитини көрситип, мени Әйса Мәсиһтин келидиған ишәнч вә меһир-муһәббәт билән толтурди. 15«Әйса Мәсиһ гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди» дегән сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду. Мән гунакарларниң ичидики әң еғир гунакаримән. 16Лекин Әйса Мәсиһ маңа рәһим-шәпқәт қилди. Буниңдики мәхсәт, У Өзиниң мәндәк әң яман бир гунакарға чәксиз сәвир-тақәт көрситиши арқилиқ башқиларға үлгә қалдуруштур, йәни бу кейин Өзигә ишинип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға берилгән үлгидур. 17Барлиқ һөрмәт вә шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүптур. У мәңгүлүк Падиша, йәни өлмәйдиған вә көз билән көргили болмайдиған бирдин-бир Худадур, амин! 18Әй оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған пәйғәмбәрлик сөзләргә асасән бу буйруқларни саңа тапшуримән. Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни қурал қилсаң, Рәббимиз үчүн улуқ күрәшләрни қилалайсән. 19Ишәнчтә вә пак вижданиңда чиң тур. Бәзиләр пак вижданини бир яққа қайрип қойди. Нәтиҗидә уларниң ишәнчи худди хада ташқа урулған кемигә охшаш вәйран болди. 20Именей вә Искәндәрләр мана шундақ кишиләрдиндур. Уларни күпүрлүк қилмаслиқни үгәнсун дәп, шәйтанниң илкигә қайтурдум.* *20. Бу ишәнч йолидин чәтнигән кишиләрни мәсиһийләр җамаитидин чиқириветиш дегәнликтур. Бундақлар гунайини тонумиғичә қобул қилинматти.
2 Дуа вә ибадәт 1Алди билән сәндин вә барлиқ мәсиһийләрдин пүткүл инсан үчүн Худадин тиләкләр тиләшни, Худаға дуа-тилавәт қилишни, башқилар үчүн мураҗиәт қилишни вә Худаға шүкүрләр ейтишни, 2болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишни өтүнимән. Бундақ болғанда, биз аман-есән һаят кәчүрәләймиз. Шундақла һаятимиз Худаға болған садақәтмәнлик вә һөрмәт билән толиду. 3Бундақ дуа-тилавәт қилиш яхшидур. У Қутқазғучимиз Худани хурсән қилиду. 4Худа пүткүл инсанларниң қутқузулушини вә уларниң һәқиқәтни тонушини халайду. 5Чүнки Худа бирдур, Худа билән инсанлар арисидики Яраштурғучиму бирдур. У болсиму, инсан тенидә дунияға кәлгән Әйса Мәсиһтур. 6Инсанларниң гунадин азат болуши үчүн, Әйса Мәсиһ Өзини қурван қилип төләм төлиди. Худа буниңға дәл вақит-саатида гувалиқ бәрди. 7Мән йәһудий әмәсләргә бу ишларни йәткүзүш үчүн җакалиғучи вә әлчи болуп тайинлинип, уларға ишәнч вә һәқиқәтни үгитишкә әвәтилдим. Мениң бу сөзлиримниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим. 8Шуңа мән шуни үмүт қилимәнки, мәсиһий әрләр мәйли қәйәрдә болсун, һәр қетим дуаға җәм болғанда башқиларға ғәзәпләнмәй, дәталаш қилмай, тоғра әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун. 9Аяллар тетиқсиз кийинмәй, мувапиқ вә әхлақлиқ кийиниши керәк. Уларниң өзлирини алаһидә ясавалған чачлири, алтун-күмүч, үнчә-мәрвайит вә есил кийим-кечәкләр билән әмәс, 10бәлки яхши әмәлияти билән пәдәзлишини үмүт қилимән. Бу Худа йолида маңимән дәйдиған аялларға яришиду. 11Мәсиһийләр җәм болуп тәлим алғанда аяллар тинич олтирип, бойсунуп, тәлим алсун. 12Аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүришигә рухсәт қилмаймән. Әксичә улар теч олтирип тәлим алсун, 13чүнки авал Адәм ата, кейин Һава ана яритилған. 14Авал шәйтан тәрипидин аздурулған Адәм ата әмәс, бәлки Һава ана болуп, у гуна қилған. 15Лекин аяллар Һава аниниң нәслидин туғулған Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулиду.* Бирақ улар чоқум ишәнчтә чиң туруп, меһир-муһәббәтлик болуп, пак вә әхлақлиқ яшиши керәк. *15. Бу айәтниң биринчи җүмлисини «Лекин аяллар бала туғуш вә уни беқиш җәриянида ишәнч арқилиқ еришидиған қутқузулуштин һөзүрлинәләйду» яки «Лекин аяллар Худаниң ләнитигә учриғанлиқтин туғути қийин вә хәтәрлик болсиму, униңдин сақ-саламәт өтүп кетиду», дәп чүшинишкиму болиду.
3 Мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири 1«Әгәр бир киши мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болушқа интилсә, у яхши бир вәзипини арзу қилған болиду» дегән бу сөз һәқтур. 2Җамаәт йетәкчиси болса, әйиплинидиған тәрипи болмиған, аялиға садиқ, өзини тутувалған, еғир бесиқ, һөрмәткә сазавәр, меһмандост, башқиларға Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши, 3шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, хуш пеил, гәп талашмайдиған, өзини мал-дунияға урмайдиған киши болуши, 4өз аилисини яхши башқуралайдиған болуши, пәрзәнтлирини вә ата-анисиға һөрмәт билән бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк. 5Чүнки өз аилисини башқурушни билмәйдиған киши Худаниң җамаитиниң һалидин қандақму хәвәр алалисун? 6Җамаәт йетәкчиси йеңи мәсиһийләрдин болмаслиғи керәк. Әгәр ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин. Буниң билән уму шәйтанға охшаш тәкәббурлашқанлиғи үчүн Худаниң сориғиға учрайду. 7У җамаәтниң сиртидиму һөрмәткә сазавәр болуши керәк. Шундақ болғанда, башқилар уни әйипләлмәйду вә шәйтанму уни алдам халтисиға чүширәлмәйду. Мәсиһийләр җамаитиниң хизмәтчилири* 8Худди җамаәтниң йетәкчилиригә охшаш, җамаәтниң хизмәтчилириму есил-пәзиләтлик, сәмимий гәп қилидиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, мал-дунияға тамахор болмайдиған кишиләрдин болуши, 9пак виждани билән ишәнчниң чоңқур һәқиқитидә чиң туралайдиған кишиләрдин болуши лазим. 10Бундақ адәмләрни алди билән синап көрүп, әйиплинидиған тәрәплири болмиса, андин вәзипигә қоюш керәк. 11Худди шуниңдәк, бу хизмәтчиләрниң аяллириму* есил-пәзиләтлик, питнә-пасат қилмайдиған, өзини тутувалған вә һәр қандақ ишта ишәнчлик болғанлардин болуши лазим. 12Хизмәтчиләр өз аялиға садиқ, өз пәрзәнтлири вә өз аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун. 13Җамаәт ичидә өз вәзиписини яхши орунлиған хизмәтчиләр башқиларниң һөрмитигә сазавәр болиду, уларниң Әйса Мәсиһкә ишиништики ишәнчиму зор ашиду. Чоңқур сир 14Мән гәрчә сени тезирәк йоқлап беришни арзу қилсамму, йәнила бу хәтни яздим. 15Әгәр мән йениңға вақтида баралмисам, бу хетим саңа Худаниң аилиси ичидә қандақ яшаш керәклигини көрситип бериду. Бу аилә болса, мәңгү һаят Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитидур. Бу җамаәт һәқиқәтниң түврүги вә асасидур. 16Һәммимизгә мәлумки, ишәнчимизниң сири бүйүктур: Әйса Мәсиһ инсан тенидә аян болди, Муқәддәс Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, У периштәләргә көрүнди, У тоғрисидики хәвәр пүткүл милләтләргә җакаланди, Инсанлар Униңға ишәнди, У улуқлуқ ичидә асманға көтирилди. *7. Хизмәтчиләр — мәсиһийләр җамаитидә йетәкчиниң ярдәмчиси болуп, у һәр хил әмәлий ишларға җавапкәр кишидур. *11. Яки «аял хизмәтчилириму…»
4 Сахта тәлим бәргүчиләр 1Муқәддәс Роһ шуни бизгә очуқ ейтидуки, ахир заманда бәзиләр ишәнчтин тенип, һелигәр җинлар вә уларниң сахта тәлимлиригә әгишиду. 2Бундақ тәлимләр виждани йоқап кәткән ялғанчи сахтипәзләр тәрипидин дунияға тарқилиду. 3Бу ялғанчилар некалинишни вә бәзи йемәкликләрни истимал қилишни мәнъий қилиду. Һалбуки, бу йемәкликләрни Худа Өзигә ишәнгән һәм һәқиқәтни билидиғанларниң шүкүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан. 4Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур. Уларниң һеч қайсиси чәкләнгән әмәс, уларни шүкүр ейтип қобул қилса болиду. 5Чүнки һәммә нәрсә Худаниң сөзи вә инсанларниң дуаси билән һалал болиду. Әйса Мәсиһниң яхши хизмәткари 6Бу несиһәтләрни қериндашлириңниң ядиға салсаң, Әйса Мәсиһниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла сениң өзәң әгәшкән ишәнч тоғрисидики һәқиқәт вә тоғра тәлимләр билән озуқланғанлиғиң аян болиду. 7Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин. 8Бәдәнни йетилдүрүшниң пайдиси бар, әлвәттә. Лекин садақәтмәнликни йетилдүрүшниң пайдиси техиму көптур. Чүнки у бу дуния вә у дуниядики һаят үчүн бәхит елип келиду. 9Бу сөзләр һәқтур вә пүтүнләй қобул қилишқа әрзийду. 10Буниң үчүн әҗир сиңдүрүватимиз вә күрәш қиливатимиз, чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанниң, болупму мәсиһийләрниң Қутқазғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ. 11Бу ишларни қериндашлириңға тапилиғин вә үгәткин. 12Башқилар сени яш дәп саңа сәл қаримисун. Сән сөзлириңдә, әмәлиятиңда, меһир-муһәббәт, ишәнч вә паклиқта мәсиһийләргә үлгә бол. 13Мән сени йоқлап барғичә, өзәңни җамаәткә Муқәддәс Язмилар оқуп бериш, несиһәт қилиш вә тәлим беришкә беғишлиғин. 14Муқәддәс Роһ саңа ата қилған қабилийәткә бепәрвалиқ қилма. Бу қабилийәт Худаниң пәйғәмбәрлик сөзи вә җамаәт йетәкчилириниң қоллириниң учаңға қоюлиши* арқилиқ саңа берилгән. 15Шуниң үчүн бу ишларни җан-дилиң билән қил. Өзәңни уларға шундақ беғишлиғинки, һәммә киши сениң алға басқанлиғиңни көрсун. 16Өзәңгә вә бәргән тәлимиңгә диққәт қил һәм уни изчил давамлаштур. Чүнки шундақ қилсаң, өзәңму вә саңа қулақ салғанларму қутқузулиду. *14. Җамаәт йетәкчилири мәсиһийни бирәр вәзипигә тайинлиғанда, қоллирини униң учисиға қоюп туруп дуа қилиду.
5 Мәсиһийләрниң җавапкәрчилиги 1Йеши чоң әрләр хаталиқ өткүзсә, уларни қаттиқ әйиплимигин, әксичә уларға атаңни һөрмәтлигәндәк һөрмәт билән несиһәт бәргин. Шуниңдәк, яш әрләргә өз қериндашлириңға муамилә қилғандәк муамилә қил. 2Йеши чоң аялларға анаңға муамилә қилғандәк муамилә қил. Яш аялларғиму сиңиллириңға муамилә қилғандәк пак қәлб билән муамилә қил. 3Ери өлүп кәткән, һәқиқий муһтаҗлиқта қалған тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал. 4Лекин тул аялларниң пәрзәнтлири яки нәврилири болса, у пәрзәнтләр алди билән өз аилисидин хәвәр елип ишәнчини әмәлиятқа маслаштуруш арқилиқ өз ата-анисиниң әҗрини яндурсун. Чүнки бу Худани хурсән қилиду. 5Ери өлүп кәткән егә-җақисиз тул аяллар үмүтини Худаға бағлиған болуп, улар кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду. 6Лекин ери өлүп кәткән һөзүр-һалавәт үчүнла яшайдиған тул аяллар һаят болсиму, роһий җәһәттә бәри бир өлгәнгә һесап. 7Мәсиһийләрниң башқилар тәрипидин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн, сән җамаәткә бу ишлар тоғрисида тәрбийә бәргин. 8Бир киши өз туққанлириға, болупму аилисидикилиригә қаримиса, у Әйса Мәсиһтин танған дәп қарилип, һәтта ишәнмәйдиғанларчиликму болалмайду. 9Мәсиһийләр җамаитидә ярдәм беридиған, ери өлүп кәткән тул аялларни тизимлиғанда, улар чоқум өз еригә садиқ болған болуши вә йеши атмиштин жуқури болуши керәк. 10Улар йәнә яхшилиқлири билән тонулған болуши, йәни балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, меһмандост, кәмтарлиқ билән мәсиһийләрниң хизмитидә болған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қилған вә өзини һәр хил хәйир-сахавәт ишлириға беғишлиған аяллардин болуши керәк. 11Ери өлүп кәткән яш тул аялларни тизимлима, чүнки бундақ аялларниң җисманий җәһәттики арзулири Әйса Мәсиһкә болған садиқлиғини бесип кәлсә, улар қайта некалинишни арзу қилип, мәсиһийләр җамаитидики хизмитини давамлаштурушни халимайду. 12Буниң билән улар дәсләп бәргән вәдисигә* хилаплиқ қилиш сәвәвидин әйиплиниду. 13Улар йәнә һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқурап жүрүп, ғевәт қилип, башқиларниң ишлириға арилишивалидиған валақтәккүрләрдин болуп қелиши мүмкин. 14Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиларда һәр қандақ питнә-иғва тарқитиш пурсити болмайду. 15Бундақ дейишимдики сәвәп, бәзи тул аяллар аллибурун ишәнчидин чәтнәп, шәйтанниң кәйнигә кирип кәтти. 16Әгәр ишәнчи бар бир аялниң тул қалған туққанлири болса, у уларға ярдәм бәрсун, жүкни мәсиһийләр җамаитигә иштирип қоймисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-җақисиз қалған тул аялларға ярдәм қилалайду. Йетәкчиләр тоғрисида 17Мәсиһийләр җамаитини яхши башқуридиған йетәкчиләр, болупму Худаниң сөзини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргән кишиләр чоқум чоңқур һөрмәткә сазавәр болуши вә униңға лайиқ һәқ елиши керәк. 18Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма», «Ишчи өз һәққини елишқа һәқлиқтур», дейилгән. 19Икки яки үч гувачи болмиғичә җамаәтниң йетәкчиси үстидин қилинған әризини қобул қилма. 20Әгәр у гуна қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елиши үчүн, җамаәт алдида әйипләнсун. 21Худаниң, Әйса Мәсиһниң вә Худа таллиған периштәләрниң алдида саңа шуни буйруймәнки, сән бу сөзлиримгә қәтъий әмәл қил. Айримчилиқ қилма, һәр қандақ ишта бир тәрәпкә ян басма. 22Бирәвниң учисиға қолуңни қоюп, уни йетәкчилик вәзиписигә тайинлашқа алдирап кәтмә, болмиса униң гуналириға шерик болуп қелишиң мүмкин. Өзәңни пак тутқин. 23(Ашқазиниңниң яхши болмиғанлиғи, шундақла дайим кесәл болуп қалидиғанлиғиң үчүн, сула ичмәй, бир аз шарапму ичип бәргин.) 24Бәзи кишиләрниң гуналирини асанла көрүвалғили болиду һәм уларниң чоқум сораққа тартилиши ениқ, лекин бәзи кишиләрниң гуналири болса, кейин ашкарә болиду. 25Худди шуниңға охшаш, бәзи кишиләрниң яхши әмәлиятиниму асанла көрүвалғили болиду, лекин бәзи кишиләрниң яхши әмәлияти болса, кейин мәлум болиду.
6 1Қул мәсиһийләрниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң нами вә Худадин кәлгән тәлимниң күпүрлүккә учрап қелишидин сақланғили болиду. 2Ғоҗайинлириму мәсиһий болса, қуллар: «Биз һәммимиз Худаниң аилисидики қериндашларғу», дәп уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә ғоҗайинлириға техиму яхши хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин һөзүрлинидиған ғоҗайинлар дәл Худаниң яхши көридиған бәндилиридур. Ялған тәлим вә пулпәрәсликниң ақивити Сән мәсиһийләргә бу тәлимләрни үгәткин вә тапилиғин. 3Охшимайдиған тәлимләрни тәрғип қилған киши Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини, шундақла Униң бизни садақәтмәнликкә йетәкләйдиған тәлимини қобул қилмиған болиду. 4Бундақ кишиләр тәкәббур, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдур. Улар ғоға чиқириш вә гәп талишишқа интайин амрақ. Бундақ ишлар башқиларниң арисида көрәлмәслик, җедәл-маҗра, төһмәт, гуманхорлуқ 5һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәтла бир тапавәт йолидур, халас. 6Дәрвәқә, Худаға разимәнлик билән садақәтмән болған адәм һәқиқий ронақ тапиду. 7Биз бу дунияға һеч немә елип кәлмидуқ вә бу дуниядин һеч немә елип кетәлмәймиз. 8Шуңа йемәк-ичмәк вә кийим-кечигимиз толуқ болсила, рази болушимиз керәк. 9Бай болушнила ойлайдиғанлар болса, һаман аздурулуп кетиду, улар инсанларни қурутуп һалак қилидиған нурғун зиянлиқ һәм әхмиқанә һәвәсләрниң ториға чүшүп кетиду. 10Чүнки пулпәрәслик һәр хил яманлиқниң йилтизидур. Бәзиләр бай болуш һәвәси билән ишәнчидин чәтнәп, өзигә түгимәс азап тепивалиду. Тимотийға несиһәт 11Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә. 12Ишәнч йолида улуқ күрәшләрни қил. Худа ата қилған мәңгүлүк һаятни қәдирлә. Сән буниң үчүн чақирилдиң һәм нурғунлиған гувачилар алдида бу мәңгүлүк һаятни аллибурун очуқ етирап қилдиң. 13Һәммигә һаятлиқ бәргүчи Худаниң, шундақла Понтий Пилатусқа жүрәклик һалда улуқ һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән Әйса Мәсиһниң алдида саңа шуни тапилаймәнки, 14Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә, Худаниң бу әмирлиригә толуқ әмәл қил, буниң билән һеч ким сени әйипләлмисун. 15-16Мәдһийиләшкә мунасип болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби, бирдин-бир мәңгү өлмәс, адәм йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған Худа вақит-саати кәлгәндә, Әйса Мәсиһни қайта әвәтиду. Барлиқ һөрмәт вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин! 17Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиққа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрлинишкә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун. 18Уларға башқиларға яхшилиқ қилишни вә хәйир-сахавәтлик ишларни көп қилишни, мәрт вә қоли очуқ болушни буйруғин. 19Бундақ қилғанда, улар һәқиқий һаятқа еришиш үчүн келәчәктә өзлиригә пухта асас болидиған бир ғәзнә топлалайду. 20Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләрдин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартишлиридин сақлан. 21Бәзиләр мошундақ бемәна билимгә әгишип, ишәнчидин чәтниди. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай! |
||||||||