Салоникилиқларға йезилған биринчи хәт




1

1Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Ати­миз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Салоника шәһири­дики мәсиһийләр җамаитигә салам. Худа силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!

Салоникилиқларниң ишәнчи

2Биз дуалиримизда силәр үчүн дайим Худаға шүкүр ейтип, силәрни яд етип туруватимиз. 3Худа Атимизниң алдида ишәнчиңлардин кәлгән яхши ишлириңларни, меһир-муһәббитиңлар билән сиңдүргән әҗриңларни вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүтүңлардин кәлгән сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигиңларни дайим әсләп туруватимиз. 4Әй Худа сөйгән қериндашлар, бизгә мәлумки, Худа силәрни таллиди. 5Силәргә йәткүзгән бу Хуш Хәвәрни биз сөз билән­ла әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин кәлгән күч-қудрәт билән, шундақла Худаниң бу Хуш Хәвәр арқилиқ силәрни қутқузидиғанлиғиға болған толуқ ишәнчимиз билән силәргә йәткүздуқ. Биз силәр билән биллә болған чағларда қандақ яшиғанлиғимизни силәр билисиләр. Булар­ниң һәммиси силәрниң мәнпийитиңлар үчүн еди. 6Силәр биздин, шундақла Рәббимиздин үлгә алдиңлар. Чүнки силәр еғир қийинчи­лиқларға қаримай, Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә Худаниң сөзини қобул қилдиңлар. 7Нәтиҗидә силәрму Македонийә вә Юнан өлкилиридики пүткүл мәсиһийләргә үлгә болдуңлар. 8Рәббимиз һәққидики сөзләр силәрдин башлинип, Македонийә вә Юнанғила әмәс, һәммә йәргә тарқилипту. Биз у йәрләргә барғини­мизда, кишиләрниң силәрниң Худаға болған ишәнчиңлардин аллиқа­чан хәвири барлиғини уқтуқ. Шуңа бизниң ишәнчиңлар тоғрисида йәнә еғиз ечишимизниң һаҗити йоқ. 9Биз барған җайдики кишиләр силәрниң бизни иллиқ қобул қилғанлиғиңларни аңлиған еди. Улар силәрниң бутларға ибадәт қилиштин ваз кечип, һаят болған һәқиқий Худаға хизмәт қилиш үчүн, Униңға йүзләнгән­ли­гиңларни бизгә ейтти. 10Улар йәнә бизгә силәрниң Худа Оғлиниң, йәни Худа өлүмдин тирилдүргән Әйса Мәсиһниң асмандин қайта келишини күтүватқанли­ғиң­ларни ейтти. Бизләрни Худадин келидиған ғәзәптин қутқузғучи дәл Әйса Мәсиһтур.


2

Павлусниң Салоникидики хизмити

1Қериндашлар, силәргә мәлумки, бизниң қешиңларға барғинимиз бекарға кәтмиди. 2Силәргә йәнә шуму мәлумки, биз қешиңларға бериштин илгири Филипи шәһиридә турған вақтимизда, у йәрдә азап чәктуқ вә һақарәткә учридуқ. Кейин силәрниң шәһириңлардиму йәнә қаттиқ қаршилиқларға учридуқ, лекин биз Худаниң ярдими билән ғәйрәткә келип, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ. 3Биз бу Хуш Хәвәрни бирәр сахтилиқ, яман нийәт яки һелигәрлик билән йәткүзүватқинимиз йоқ. 4Әмәлиятта Худа бизни лайиқ көрүп, Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзиписини бизгә тапшурди. Биз Хуш Хәвәрни инсанларни хурсән қилиш үчүн әмәс, бәлки бизниң қәлбимизни күзитиватқан Худани хурсән қилиш үчүн йәткүзүватимиз. 5Силәргә мәлумки, биз һеч қачан силәрниң йениңларға хошамәт қилғили яки ниқаплинип тамахорлуқ қилғили бармидуқ. Буниңға Худа гувадур. 6Мәйли силәр болуңлар яки башқилар болсун, биз һеч кимдин бирәр махташ тама қилмидуқ. 7Әйса Мәсиһниң әлчилиридин болған­лиғимиз үчүн, ярдимиңларни тәләп қилишқа һәқлиқ едуқ, лекин силәргә худди балилирини бағриға басқан мулайим анидәк муамилә қилдуқ. 8Шу чағда силәргә шундақ муһәббәт бағлиған едуқки, биз Худаниң Хуш Хәвиринила әмәс, өз җенимизниму тәғдим қилишқа рази едуқ. Чүнки силәрни шу қәдәр яхши көрәттуқ! 9Қериндашлар, бизниң қандақ тиришип-тирмишип ишлигәнлигимиз җәзмән есиңларда бардур. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн, бир тәрәптин кечә-күндүзләп ишләп турмушумизни қамди­сақ, йәнә бир тәрәптин Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ. 10Мәсиһийләрдин болған силәрниң араңлардики әмәлий һәрикити­миз­ниң пак, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзәңлар гувалиқ берәләй­силәр, буниңға Худаму гувадур. 11Силәргә мәлумки, биз һәр бириңларға ата пәрзәндигә әҗир сиңдүргәндәк әҗир сиңдүрдуқ, 12силәргә мәдәт бәрдуқ, тәсәлла бәрдуқ. Силәрни Өз Падишалиғиға вә шан-шәривигә чақирған Худаниң пәрзәнтлиригә лайиқ яшашқа дәвәт қилдуқ.

13Худаға һемишәм шүкүр ейтишимиздики йәнә бир сәвәп шуки, силәр биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиң­лар. Әмәлияттиму бу сөз Худаниң сөзи болуп, у һазир униңға ишинидиған силәргә күчлүк тәсир көрсәтмәктә. 14Қериндашлар, силәрниң әһвалиңларму Худаға ишәнгән вә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Йәһудийә өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә охшайду. Чүнки уларниң шу йәрдики йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учриғиниға охшаш, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин зиян­кәш­ликкә учридиңлар. 15-16Бурун йәһудийларниң әҗдатлири пәйғәм­бәр­ләрни өлтүргән, кейин уларниң әвлатлири Рәббимиз Әйсани өлтүрди. Һазир йәнила бәзи йәһудийлар бизгиму зулум селип, бизни биз Хуш Хәвәр тарқитиватқан шәһәрләрдин қоғлап чиқарди. Уларниң бундақ қилмишлири Худаниң ғәзивини кәлтүриду. Улар худди пүткүл инсанлар билән дүшмәнләшкәндәк, бизниң йәһудий әмәсләрниң қутқузулушиға еришиши үчүн уларға бу Хуш Хәвәрни тарқитишимизға тосқунлуқ қиливатиду. Буниң билән улар гунали­рини үзлүксиз көпәйтип чекигә йәткүзмәктә. Шуниң үчүн Худаниң ғәзиви әнди уларға чүшүш алдида туриду.

Павлусниң әнсириши

17Қериндашлар, биз амалсиз һалда силәрдин вақитлиқ айрилдуқ. Биз силәр билән биллә болмисақму, қәлбимиз йәнила силәр билән биллә. Биз силәр билән йәнә бир қетим дидар көрүшүшкә интизар болғанлиғимиз үчүн, йениңларға беришқа интайин тириштуқ! 18Биз­ниң йениңларға барғумиз кәлгән еди. Болупму мәнки Павлус нәччә қетим силәрни йоқлап бармақчи болған болсамму, бирақ буниңға шәйтан тосалғу болди. 19Силәрниң ишәнчидә ахириғичә чоқум чиң туридиғанлиғиңларға ишинимиз вә силәр үчүн бәк хошал болимиз. Рәббимиз Әйса қайта кәлгәндә, Униң алдида пәхирлинидиған таҗи­миз дәл силәр әмәсму? 20Биз һәқиқәтән силәрдин пәхирлинимиз, силәр бизниң хошаллиғимиз!


3

1-2Биз силәрниң хәвириңларни алалмай тақитимиз қалмиғанда, өзимиз Афина шәһиридә ялғуз қелип, алдиңларға қериндишимиз һәм Худа йолида биз билән биллә Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни тарқитиватқан хизмәтдишимиз Тимотийни әвәтишни қарар қилдуқ. 3Бизниң уни әвәтишимиздики мәхситимиз, силәрниң көз алдиңлардики қийинчилиқлар сәвәвидин ишәнчиңларниң тәвринип қалмаслиғи һәм силәрни илһамландуруш вә ишәнчиңларни күчәйтиштур. Бизниң чоқум қийинчилиққа учрайдиғанлиғимизму силәргә мәлум. 4Биз силәр билән биллә болған вақтимизда, һәммимиз­ниң қийинчилиқларға учрайдиғанлиғимизни силәргә алдин-ала ейтқан едуқ. Әмәлияттиму дегинимиздәк болди. 5Шу сәвәптин тақитим тақ болуп, ишәнчиңларниң зади қандақ екәнлигини билиш үчүн, Тимотийни йениңларға әвәткән едим. Мән шәйтанниң силәрни аздуруши вә буниң билән бизниң силәргә сиңдүргән әҗримизниң бекарға кетишидин әнсиригән едим.

6Лекин йеқинда йениңлардин қайтип кәлгән Тимотий ишәнчиң­лар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр елип кәлди. У силәрниң бизни һәр дайим хурсәнлик билән әсләп турғанли­ғиң­ларни, худди бизниң силәрни көргүмиз кәлгәндәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти. 7Қериндашлар, силәрниң ишән­чиңлар аҗизлашмапту. Мошундақ җапа-мәшәқәт вә қийинчи­лиқлар ичидә турған биз буниңдин чоң илһам алдуқ. 8Чүнки Рәббимизгә болған ишәнчиңлар мустәһкәм болғанлиғи үчүн, биз һәқиқәтән яңливаштин роһландуқ, 9силәр үчүн хошаллиққа чөмдуқ. Бундақ әһвалда биз Худаниң алдида силәр үчүн қандақму тәшәккүр ейтмай туралаймиз! 10Силәр билән дидар көрүшүш вә ишәнчиңлар­дики йетәрсизликләрни түзитишкә ярдәм берәлишимиз үчүн, кечә-күндүз чин қәлбимиздин Худаға дуа қилмақтимиз.

11Атимиз Худа вә Рәббимиз Әйса бизниң силәр билән көрүшүши­мизгә йол ачқай. 12Рәббимиз силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздәк толуп таштурғай. 13Һәм шу арқилиқ Рәбби­миз Әйса Өзигә мәнсүп болған барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә қайтип кәлгинидә, силәрниң Атимиз Худаниң алдида әйипсиз вә пак болушуңлар үчүн ирадәңларни мустәһкәм қилғай!


4

Худани хурсән қилидиған һаят йоли

1Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз. 2Чүнки силәр бизниң Рәббимиз Әйсаниң нами билән силәргә йәткүзгән тәлимлири­мизни билисиләр. 3Худаниң ирадиси шуки, пак болуңлар вә җинсий әхлақсизлиқтин сақлиниңлар; 4-5һәр бириңлар Худани тонумайдиған адәмләрдәк шәһваний һәвәсләргә берилмәй, бәлки тениңлардики бу һәвәсләрни башқуруп, пак вә иззәт-һөрмитиңлар билән һаят кәчүрүңлар.* 6Бу яман ишларда қериндашлириңларни алдап, улар­дин пайдилинип кәтмәңлар. Илгири силәрни агаһландурғинимиз­дәк, Рәббимиз мана шундақ гуналар түпәйлидин инсанларни җазалайду. 7Чүнки Худа бизни напак әмәс, бәлки пак яшашқа чақирди. 8Шуниң үчүн бу тәлимни рәт қилған киши инсанни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһ ата қилған Худани рәт қилған болиду.

9Қериндашлиқ меһир-муһәббитигә кәлсәк, бу тоғрисида силәргә хәт йезишимизниң һаҗити йоқ, чүнки Худа бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситишни үгәткән. 10Әмәлиятта силәр пүтүн Македонийә өлкисидики қериндашларға шундақ қиливатисиләр. Шундақ болсиму, қериндашлар, меһир-муһәббәт көрситиштә техиму тиришишиңларни сораймиз. 11Силәргә тапилиғинимиздәк, теч-аман һаят кәчүрүшкә, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болушқа вә икки билигиңларға тайинип яшашқа тиришиңлар. 12Мана шундақ қилсаңлар, ишәнчиңлар җамаәтниң сиртидики кишиләр алдида иззәт-һөрмәткә егә болуп яшалайсиләр вә ихтисат җәһәттә һеч кимгә беқин­май­силәр.

Әйса Мәсиһниң қайта келиши

13Қериндашлар, силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнмәй үмүтсизлик ичидә яшаватқан кишиләрдәк һәсрәт чәкмәслигиңлар үчүн, биз аләм­дин өткән мәсиһийләр тоғрисидики һәқиқәттин хәвәрдар болушуң­ларни халаймиз. 14Әйса Мәсиһниң өлүп тирилгәнлигигә ишәнгән екәнмиз, Әйса Мәсиһ қайта кәлгәндә Худаниң аләмдин өткән мәсиһий­ләрни Әйса Мәсиһ билән биллә елип келидиғанлиғиға ишинишимиз керәк. 15Биз һазир Рәббимизниң сөзи бойичә силәргә шуни ейтимизки, Рәбби­миз қайта кәлгәндә, биз һаят яшаватқанлар һәргизму өлүп кәткән мәсиһийләрдин авал Рәббимиз билән җәм болалмаймиз. 16Рәббимиз Өзи бир пәрман арқилиқ баш периштәниң авази вә Худа яңратқан канай садаси билән асмандин чүшиду. Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп өлүп кәткәнләр авал тирилиду. 17Кейин һаят яшаватқан бизләр, йәни бу дунияда һаят кәчүрүватқанлар әшу өлгәнләр билән бирликтә Рәббимиз билән асманда көрүшүш үчүн булутлар арисиға көтири­ли­миз. Шуниңдин кейин Рәббимиз билән мәңгү биргә болимиз. 18Шуңа бир-бириңларни бу сөзләр билән илһамландуруңлар.



*4-5. Җүмлиниң әң ахирқи бөлигини «паклиғиңлар вә иззәт-һөрмитиңлар билән бир аял һәмра тепиңлар» яки «паклиғиңлар вә иззәт-һөрмитиңларни сақлап, аялиңлар билән яшаңлар» дәпму чүшинишкиму болиду.



 

5

Рәббимизниң қайта келишини күтүвелиш

1Қериндашлар, силәргә бу ишларниң қачан йүз беридиғанлиғи тоғрисида йезишим һаҗәтсиз. 2Чүнки силәрму яхши билисиләр, Рәббимизниң қайта келидиған күни худди кечидики оғриниң келишигә охшаш туюқсиз келиду. 3Кишиләр «дуния теч-аман» дәп турғанда, тәсадипи уларға һалакәт келиду. Бу худди һамилдар аялниң толғиғи уштумтут тутқиниға охшаш болуп, униңдин қечип қутулғили болмайду. 4Лекин қериндашлар, силәр Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар үчүн, қараңғулуқта әмәссиләр. Шуңа у күн силәрни оғриға охшаш чөчүтүп кәлмәйду. 5Биз һәммимиз күндүзниң, йәни йоруқлуқниң пәрзәнтлиримиз. Һәммимиз кечиниң, йәни гунаниң қараңғулуғиға мәнсүп әмәсмиз. 6Шуниң үчүн Әйса Мәсиһкә ишәнми­гән­ләрдәк ухлап ятмайли. Әксичә сәгәк вә һошияр болайли. 7Ухлайди­ған­лар кечиси ухлайду, мәс болидиғанларму кечиси мәс болиду. 8Йоруқлуққа мәнсүп болған бизләр болсақ, үстимизгә ишәнч вә меһир-муһәббәт савутини, бешимизға қутқузулуш үмүтиниң дубулғи­сини кийип, өзимизни сәгәк тутушимиз керәк. 9Чүнки Худа бизни Өз ғәзивигә учрисун дәп әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулсун, дәп таллиғандур. 10Әйса Мәсиһ биз үчүн өлди. Буниң­дики мәхсәт, У қайта кәлгәндә, биз мәйли һаят яки өлгән болайли, бизниң Униң билән биллә мәңгү яшишимиз үчүндур. 11Шуниң үчүн һазирму бир-бириңларни бурунқиға охшаш давамлиқ илһамландуруп, бир-бириңларниң ишәнчини күчәйтиңлар.

Ахирқи тәлим вә саламлар

12Қериндашлар, араңларда җапалиқ ишләватқан вә Рәббимизниң йолида силәргә йетәкчилик қилип несиһәт қиливатқанларни қәдирли­шиңларни сораймиз. 13Уларниң бу хизмәтлири үчүн уларға чоңқур һөрмәт вә муһәббитиңлар билән муамилә қилиңлар, бир-бириңлар билән инақ өтүңлар. 14Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар. 15Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қайтурмаңлар, әксичә бир-бириң­ларға вә барлиқ кишиләргә һемишәм яхшилиқ қилишни нийәт қилиңлар.

16Һәр дайим хошал-хорам болуңлар. 17Һемишәм дуа қилиңлар. 18Һәр қандақ әһвалда Худаға шүкүр ейтиңлар, чүнки мана булар Худаниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған силәргә қаратқан ирадисидур. 19Муқәддәс Роһниң қәлбиңлардики отини өчәрмәңлар. 20Араңларда йәткүзүлгән пәйғәмбәрлик сөзләргә сәл қаримаңлар. 21Уларниң һәммисини тәкшүрүп көрүп, һәқиқәтән Худадин кәлгән яки кәлми­гәнлигини пәриқ қилип, Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзни қобул қилиңлар. 22Һәр хил яманлиқлардин жирақ туруңлар.

23Бизгә аманлиқ ата қилғучи Худа Өзи силәрни тәл-төкүз пак қилғай. Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә Худа роһуңлар, җениң­лар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай. 24Силәрни чақирған Худа җәзмән шундақ қилиду. У ишәнчликтур!

25Қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңлар. 26Һәммә қериндашлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. 27Рәббимизниң нами билән силәрниң бу хәтни шу йәрдики һәммә қериндашларға оқуп беришиңларни тапилаймән.

28Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!