Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр




1

 Әйса Мәсиһниң нәсәбнамиси

 1Әйса Мәсиһниң әҗдатлири: Әйса Мәсиһ Давут падишаниң Әвлади, Давут падиша болса Ибраһимниң әвлади. 2Ибраһим Исһақниң атиси, Исһақ Яқупниң атиси, Яқуп Йәһуда вә униң қериндашлириниң атиси, 3Йәһуда Тамардин туғулған Парәс вә Зәраһниң атиси, Парәс Һесронниң атиси, Һесрон Рамниң атиси, 4Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси, 5Салмон Раһабдин туғулған Боазниң атиси, Боаз Руттин туғулған Обидниң атиси, Обид Йишайниң атиси, 6Йишай Давут падишаниң атиси, Давут падиша Урияниң аялидин туғулған Сулайманниң атиси, 7Сулайман Реһабамниң атиси, Реһабам Абияниң атиси, Абия Асаниң атиси, 8Аса Йәһошафатниң атиси, Йәһошафат Йорамниң атиси, Йорам Узийәниң атиси, 9Узийә Йотамниң атиси, Йотам Аһазниң атиси, Аһаз Һизикийәниң атиси, 10Һизикийә Манассәниң атиси, Манассә Амонниң атиси, Амон Йошийәниң атиси, 11Йошийә Исраил әвлатлири Бабилонға сүргүн қилинғанда туғулған Йәконйә вә униң қериндашлириниң атиси, 12Йәконйә исраиллар Бабилонға сүргүн болғандин кейин туғулған Шалтийәлниң атиси, Шалтийәл Зерубабилниң атиси, 13Зерубабил Абиһудниң атиси, Абиһуд Әляқимниң атиси, Әляқим Азорниң атиси, 14Азор Садоқниң атиси, Садоқ Аһимниң атиси, Аһим Әлиһудниң атиси, 15Әлиһуд Әлъазарниң атиси, Әлъазар Матанниң атиси, Матан Яқупниң атиси, 16Яқуп Мәрийәмниң ери Йүсүпниң атиси, Мәрийәм Мәсиһ дәп аталған Әйсаниң аписи. 17Бундақ болғанда, Ибраһим пәйғәмбәрдин Давут падишағичә он төрт әвлат, Давут падишадин исраиллар Бабилонға сүргүн қилинғичә он төрт әвлат вә улар Бабилонға сүргүн болғандин Мәсиһ дунияға кәлгәнгә қәдәр охшашла он төрт әвлат өткән.

 Әйса Мәсиһниң дунияға келиши

 18Әйса Мәсиһниң дунияға келиши мундақ болған: Мәрийәм билән Йүсүпниң вәдилишиш чейи ичкүзүлгән еди. Бирақ улар некалинип бирлишиштин илгири, Мәрийәмниң Муқәддәс Роһтин һамилдар болғанлиғи мәлум болди. 19Мәрийәмниң лайиғи Йүсүп дурус адәм болғачқа, Мәрийәмни халайиқ алдида номусқа қалдурмаслиқ үчүн, униңдин җим-җитла айрилип кәтмәкчи болди. 20Бирақ у бу ишни ойлап жүргинидә, Пәрвәрдигарниң бир периштәси униң чүшидә көрүнүп: «Әй Давут падишаниң әвлади Йүсүп, Мәрийәмни әмриңгә елиштин қорқма, чүнки туғулидиған бала Муқәддәс Роһтин кәлгән. 21У бир Оғул туғиду. Униңға Әйса* дәп исим қойғин, чүнки У Өз хәлқини гуналиридин қутқузиду», деди.

 22Мана булар Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ: 23«Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел* қоюлиду» дегән сөзиниң әмәлгә ашурулушидур. 24Йүсүп ойғинип периштәниң дегинини қилип, Мәрийәмни әмригә алди. 25Лекин Мәрийәм бошан­ғичә униң билән бир ястуққа баш қоймиди. Бала туғулғанда, Йүсүп Униңға Әйса дәп исим қойди.



*21. Әйса — «Пәрвәрдигар қутқузиду» дегән мәнани билдүриду.

*23. Иммануел — «Худа биз билән биллә» дегән мәнани билдүриду.



 

2

 Мунәҗҗимләр зиярити

 1Һәзрити Әйса Һирод падиша заманисида Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида дунияға кәлди. Кейин шәриқтин бәзи мунәҗ­җимләр* Йерусалимға келип, кишиләргә:

 2— Йәһудийларниң йеңидин туғулған Падишаси қәйәрдә? Биз Униң туғулғанлиғидин бешарәт беридиған юлтузниң шәриқтин көтирилгән­лигини көрдуқ. Шуңа Униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ, —дейишти. 3Буни аңлиған Һирод падиша алақзадиликкә чүшти. Җүмли­дин, пүткүл Йерусалим хәлқиму шундақ болди. 4Һирод падиша пүткүл алий роһанийлар вә Тәврат устазлирини чақирип, улардин:

 — Пәйғәмбәрләр Қутқазғучи-Мәсиһ* қәйәрдә туғулиду дегән еди? — дәп сориди.

 5— Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида, чүнки бу тоғрилиқ Мика пәйғәмбәр мундақ хатирилигән:

6«Әй Йәһудийә зиминидики Бәйтләһәм,

Йәһудийә рәһбәрлириниң нәзәридә орнуң муһим.

Чүнки сәндин чиққуси,

Хәлқим исраилларниң Йетәкчиси», — дейишти улар.

 7Буниң билән Һирод падиша мунәҗҗимләрни мәхпий чақиртип, юлтузниң қачан пәйда болғанлиғини уқувалди. 8Андин: «Берип Балини көңүл қоюп издәңлар. Тапқан һаман маңа хәвәр қилиңлар, мәнму Униң алдиға берип сәҗдә қилип келәй», дәп уларни Бәйтлә­һәмгә йолға салди.

 9Мунәҗҗимләр Һирод падишаниң сөзигә бенаән йолға чиқти. Шәриқтин көтирилгән һелиқи юлтуз уларға йол башлап маңди, улар Бала туғулған йәргә келип тохтиди. 10Улар һелиқи юлтузни көргини­дин интайин хошал болушти 11һәм өйгә кирип Балини аниси Мәрийәм билән биллә көргинидә, йәргә баш қоюп Балиға сәҗдә қилишти. Андин сандуқлирини ечип, алтун, мәстәк, мурмәкки қатар­лиқ соғиларни елип сунушти. 12Улар қайтмақчи болғанда, Худа улар­ниң чүшидә Һирод падишаниң йениға бармаслиққа агаһландуруш бәргәнликтин, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти.

 Мисирға қечиш

 13Мунәҗҗимләр кәткәндин кейин, Худаниң бир периштәси Йүсүп­ниң чүшидә көрүнүп:

 — Орнуңдин тур! Ана вә Бала иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа хәвәр бәргичә у йәрдә тур. Чүнки Һирод падиша Балини издәп тепип өлтүрмәкчи, — деди.

 14Буниң билән Йүсүп орнидин туруп, ана вә Бала иккисини елип шу кечила Мисирға қарап йолға чиқти. 15Улар Һирод падиша өлгичә шу йәрдә турди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим», дегән сөзи әмәлгә ашурулди.

 Оғул бовақларниң өлтүрүлүши

 16Һирод падиша мунәҗҗимләргә алданғанлиғини сезип, қаттиқ ғәзәпләнди. У мунәҗҗимләрниң ейтқанлириға асасән Бовақниң йешини һесаплап чиқип, Бәйтләһәм йезиси вә йеқин әтраптики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүрүш тоғрисида буйруқ чүшәрди.

 17Буниң билән Худаниң Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди:

18«Рамада аңланди жиға-зар вә пәрият,

Қан жиғлайду пәрзәнтлиригә Раһилә,

Тәсәллигә қайил әмәс пәқәтла,

Чүнки қалмиди пәрзәнтлири һаят».

 Мисирдин қайтип келиш

 19Һирод падиша өлгәндин кейин, Мисирда Йүсүпниң чүшидә Худаниң бир периштәси көрүнүп:

 20— Орнуңдин тур! Бала вә анисини елип Исраилға қайт! Чүнки Балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди, — деди. 21Буниң билән Йүсүп Бала вә анисини елип Исраилға қайтти.

 22Бирақ Йүсүп Һирод падишаниң оғли Археласниң падишалиқ тәхткә варислиқ қилип, Йәһудийә өлкисидә һөкүмранлиқ жүргүзүват­қанлиғидин хәвәр тепип, қайтиштин қорқти. Кейин у Худаниң бешаритигә асасән 23Җәлилийә өлкисигә берип, Насирә шәһиригә орунлашти. Буниң билән пәйғәмбәрләрниң: «У насирәлик дәп нам алиду», дегини әмәлгә ашурулди.



*1. Мунәҗҗимләр — астрономия билән шуғуллинидиғанлар яки юлтузларға қарап ғайипни билидиғанлар.

*4. Мәсиһ — пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан, Худа тәрипидин тайинланған, һаман бир күни келип мәңгү һөкүмранлиқ қилидиған Падишани көрситиду.



 

3

 Чөмүлдүргүчи Йәһияниң тәлим бериши

 1Шу чағларда чөмүлдүргүчи Йәһия Йәһудийә өлкисиниң чөллүк районлириға келип тәлим берип, 2кишиләргә:

 — Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! — деди. 3Чөмүлдүргүчи Йәһия илгири Йәшая пәйғәмбәр тилға алған киши болуп, у мундақ дегән:

«Баяванда бир киши:

‹ Дилиңларни Рәббимизниң келишигә тәйяр қилиңлар!

Униң йоллирини түз қилиңлар! › дәп җар салиду».

 4Йәһия пәйғәмбәр төгә жуңидин кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди. 5Йерусалим шәһиридин, җүмлидин, пүтүн Йәһудийә өлкисидин вә Иордан дәрия вадилиридин кишиләр униң алдиға келишип, 6гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини* қобул қилишти.

 7Пәрисий вә садуқий* еқимидикиләрдинму көплигән кишиләр­ниң чөмүлдүрүшни қобул қилғили кәлгәнлигини көргән Йәһия пәйғәмбәр уларға:

 — Әй сахтипәз иланлар! Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәп­тин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли, дегиниңлар қандақ гәп?! 8Әгәр: «Гуналиримизға товва қилдуқ» десәңлар, уни һәрикитиңлар билән испатлаңлар. 9Униң үстигә өзәңларчә: «Биз Ибраһимниң әвлади болғанлиғимиз үчүн, Худа гуналиримизни чоқум кәчүриду», дәп ойлап жүрмәңлар! Чүнки силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһим бовимизға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду. 10Палта дәрәқниң йилтизиға йеқинлашқандәк, Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида. Яхши мевә бәрмәйдиған дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду. 11Мән силәрни қилған товваңлар үчүн суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғини көтиришкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду. 12У қолидики күрәк билән хамандики сап буғдайни амбарға, саминини өчмәс отқа ташлайдиған адәмгә охшаш, һәммә инсанни айрийду, — деди.

 Һәзрити Әйсаниң чөмүлдүрүлүши

 13Шу күнләрдә һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилиш үчүн, Җәлилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға кәлди. 14Бирақ Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә унимай:

 — Сениң мениң алдимға кәлгиниң немиси! Мән чөмүлдүрүшни әсли Сәндин қобул қилишим керәк едиғу? — деди.

 15Лекин һәзрити Әйса җававән:

 — Һазир мошундақ болсун. Чүнки Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимиз тоғридур, — деди.

 Шуниң билән Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә қошулди. 16Һәзрити Әйса чөмүлдүрүлүп судин чиқишиға, асман ечилди. У Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, үстигә қонуват­қанлиғини көрди. 17Андин асмандин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.



*6. Бу йәрдә ейтилған чөмүлдүрүш кишиләрниң өз гуналириға товва қилған­лиғини билдүрүш рәсмийитини көрситиду.

*7. Пәрисий вә садуқий — йәһудий диниға тәвә болған икки хил диний еқимдики кишиләр.



 

4

 Һәзрити Әйсаниң синилиши

 1Униңдин кейин Муқәддәс Роһ һәзрити Әйсани шәйтанниң синақлиридин өткүзүш үчүн, чөл-баяванға елип барди. 2Һәзрити Әйса қириқ кечә-күндүз тамақ йемәй роза тутуп, қосиғи таза ачқан еди. 3Уни синимақчи болған шәйтан Униң алдиға келип:

 — Әгәр Сән расттинла Худа Оғли* болсаң, мошу ташларни нанға айландуруп йә! — деди.

 4Һәзрити Әйса униңға җававән:

 — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду», дәп йезилған, — деди.

 5Андин шәйтан һәзрити Әйсани муқәддәс шәһәр Йерусалимға елип барди вә Уни мәркизий ибадәтханиниң әң егиз җайиға чиқирип:

 6— Худа Оғли болсаң, пәскә сәкрәп баққина! Чүнки Зәбурда: «Худа периштәлиригә Сән тоғрилиқ әмир қилған. Путуңниң ташларға урулмаслиғи үчүн, улар Сени қоллирида тутувалиду», дәп йезилған әмәсму? — деди.

 7— Тәвратта: «Рәббиңлар Худани синап беқишқа болмайду!» дәпму йезилған, — деди һәзрити Әйса.

 8Андин шәйтан һәзрити Әйсани наһайити егиз бир таққа чиқирип, Униңға дуниядики барлиқ дөләтләрни көркәмлиги билән көрситип:

 9— Йәргә баш қоюп маңа сәҗдә қилсаң, уларниң һәммисини Саңа бериветимән, — деди.

 10— Йоқал, шәйтан! Тәвратта: «Рәббиңлар болған Худағила ибадәт қилиңлар, пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар!» дейилгән, — деди һәзрити Әйса җававән.

 11Буниң билән шәйтан һәзрити Әйсани ташлап кетип қалди. Периштәләр келип һәзрити Әйсаниң хизмитидә болди.

 Һәзрити Әйсаниң тәлим беришни башлиши

 12Һәзрити Әйса Йәһияниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Җәли­лийә өлкисигә қайтип кәлди. 13У жути Насирәдә турмай, Зәбулун вә Нафтали районидики Җәлилийә көлигә йеқин Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти. 14Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурул­ған төвәндики сөзләр әмәлгә ашурулди:

15«Зәбулун вә Нафтали зиминлири,

Иордан дәриясиниң нерисида, деңиз тәрәптә,

Йәһудий әмәсләрниң Җәлилийә зиминлирида

16Қараңғулуқта яшиғанлар

Парлақ бир Нурни көрмәктә.

Өлүм көләңгисидә қалған бу әлгә

Бир Нур чүшиду әнди».

 17Шуниңдин етиварән, һәзрити Әйса: «Гуналириңларға товва қилиң­лар, чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!» дәп тәлим беришкә башлиди.

 Һәзрити Әйсаниң шагирт чақириши

 18Бир күни һәзрити Әйса Җәлилийә көли бойида кетиветип, Петрус дәпму аталған Симун вә униң иниси Әндәрни көрди. Улар белиқчи болуп, көлгә тор селивататти. 19Һәзрити Әйса уларға:

 — Маңа әгишиңлар! Мән силәрни белиқ тутушниң орниға Маңа адәм тутидиған қилимән, — деди. 20Улар шу ан белиқ торлирини ташлап, һәзрити Әйса билән маңди.

 21Көл бойида бир аз маңғандин кейин, һәзрити Әйса Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә Юһаннани көрди. Бу икки қериндаш кемидә атиси билән торлирини оңшавататти. Һәзрити Әйса уларниму шагиртлиқ­қа чақирди. 22Улар дәрһал кемини ташлап, атиси билән хошлишип һәзрити Әйса билән маңди.

 Һәзрити Әйсаниң Җәлилийәдә тәлим бериши

 23Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти. 24У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди. У йәрдики халайиқ һәр хил ағриқ-силақларға муптила болған кесәлләрни Униң алдиға елип келишти. Уларниң бәзилиригә җин чаплашқан, бәзилириниң тутқақлиғи бар вә йәнә бәзилири паләч кесилигә гириптар болған еди. Һәзрити Әйса уларни сақайтти. 25Җәлилийә, Он шәһәр райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қетидин кәлгән топ-топ адәмләр Униңға әгишип маңди.



*3. Худа Оғли — бу нам һәргизму Худа билән һәзрити Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду.



 

5

 Һәқиқий бәхит

 1Һәзрити Әйса көпчиликни көрүп дөңгә чиқип, у йәрдә олтарди. Шагиртлириму Униң йениға кәлди. 2Һәзрити Әйса уларға тәлим беришкә башлиди:

3— Өзиниң Худаға болған муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр нәқәдәр бәхитлик!

Чүнки Асманниң Падишалиғи уларниңдур.

4Қайғурғанлар нәқәдәр бәхитлик!

Чүнки Худа уларға тәсәлла бериду.

5Мулайим болғанлар нәқәдәр бәхитлик!

Чүнки йәр йүзигә мирасхордур улар.

6Һәққанийлиққа интилидиғанлар нәқәдәр бәхитлик!

Чүнки Худа уларни толуқ қанаәтләндүриду.

7Башқиларға рәһимдил болғанлар нәқәдәр бәхитлик!

Чүнки Худа уларға рәһимдилдур.

8Қәлби пак болғанлар нәқәдәр бәхитлик!

Чүнки улар Худани көриду.

9Течлиқ тәрәпдарлири нәқәдәр бәхитлик!

Чүнки Худа уларни пәрзәндим дәйду.

10Худаниң әмрини тутуп зиянкәшликкә учриғанлар нәқәдәр бәхитлик!

Чүнки Асманниң Падишалиғи уларниңдур.

 11Мән үчүн башқиларниң һақарәт, зиянкәшлик вә төһмитигә учрисаң­лар, нәқәдәр бәхитликсиләр. 12Шат-хорам болуңлар. Чүнки асманда силәр үчүн көп мукапат сақланмақта. Бурунқи пәйғәмбәр­ләрму мошундақ зиянкәшликләргә учриған.

 Шагиртлар туз болуш ролини йоқатмаслиғи керәк

 13— Силәр йәр-йүзиниң тузидурсиләр. Һалбуки, әгәр туз өз тәми­ни йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини киргүзгили болмайду! У чағда у һеч немигә яримас ташланди нәрсигә айлинип, кишилә­рниң айиғи астида қелиштин башқа ишқа яримайду.

 14Силәр дунияниң нуридурсиләр. Тағ үстигә селинған шәһәр йошуру­нал­майду. 15Йеқилған чирақни һеч ким дас астиға йошуруп қоймайду. Әксичә чирақданниң үстигә қойиду. Буниң билән өй ичидики адәмләргә йоруқлуқ чүшиду. 16Худди шуниңдәк, силәрниң нуруңлар инсанлар алдида шундақ чақнисунки, улар силәрниң қилған яхши әмәллириңларни көрүп, асмандики Атаңларға мәдһийиләр ейтсун.

 Тәврат һәққидә

 17— Мени Тәврат қанунини яки пәйғәмбәрләрниң язғанлирини бекар қилғили кәлди, дәп қалмаңлар. Мән уларни бекар қилғили әмәс, бәлки әмәлгә ашурғили кәлдим. 18Билип қоюңларки, асман-зимин моҗутла болидикән, улар әмәлгә ашурулмиғичә, Тәвратниң бир һәрипи, һәтта бирәр чекитиму бекар қилинмайду. 19Шу сәвәптин, Тәврат қануниниң маддилиридин һәтта әң кичиклиригиму хилаплиқ қилип, башқиларға шундақ қилишни үгәткүчиләр Асманниң Падишалиғидики адәмләрниң арисида әң әрзимәс һесаплиниду. Әксичә Тәврат қануниға әмәл қилғанлар вә башқиларға шундақ қилишни үгәткүчиләр болса Асманниң Падишалиғида улуқ һесаплиниду. 20Шуңа билип қоюңларки, силәр Худаға бойсунушта Тәврат устазлири вә пәрисийләрдинму ешип кәтмисәңлар Асманниң Падишалиғиға кирәлмәйсиләр.

 Ғәзәплиниш һәққидә

 21— Әҗдатлиримизға «Қатиллиқ қилма, қатиллиқ қилған һәр қандақ адәм сотқа тартилиду» дейилгән тәлимни аңлиғансиләр. 22Лекин шуни билип қоюңларки, қериндашлириға ғәзәпләнгәнләрму сотқа тартилиду. Қериндашлирини «ахмақ», дәп тиллиғанлар алий кеңәшмидә җавапкәрликкә тартилиду. Қериндашлирини «әбләх», дәп һақарәтлигәнләр отлуқ дозаққа чүшиду. 23Шуниң үчүн силәр Худаға һәдийә атимақчи болғиниңларда, қериндашлириңларниң силәргә қосақ көпүги барлиғи ядиңларға йәтсә, 24һәдийәңларни қоюп туруп, авал қериндишиңлар билән яришивелиңлар, андин келип һәдийәңларни атаңлар.

 25Әгәр үстүңлардин әризә қилмақчи болған бири болса, сотқа чүшүштин бурун униң билән тездин яришивелиңлар. Болмиса, у силәрни сотчиға, сотчи болса гундипайға тапшуруп зинданға солитиве­тиду. 26Билип қоюңларки, селинған җәриманниң бир тийининиму қоймай төлимигичә, зиндандин чиқалмайсиләр.

 Нека садиқлиғини бузуш һәққидә

 27— Силәр «Нека садиқлиғини бузмаңлар» дегән тәлимни аңлиған. 28Лекин шуни билип қоюңларки, бирәр аялға шәһваний көзи билән қариған киши көңлидә у аял билән нека садиқлиғини бузған болиду. 29Шуңа, әгәр оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташлавәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин, бәдиниңдики бир әзаниң набут болғини көп әвзәл. 30Әгәр оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташлавәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа киргинидин көрә, бәдиниңдики бир әзадин ваз кәчкиниң көп әвзәл.

 Талақ қилиш һәққидә

 31— Силәр «Кимду-ким аялини талақ қилса, талақ хетини бәрсун» дегән тәлимниму аңлиған. 32Бирақ шуни билип қоюңларки, бир адәм өз аялиниң җинсий әхлақсизлиқ қилишидин башқа ишини сәвәп қилип, уни талақ қилса һәм талақ қилинған аял йәнә бир әргә тәгсә, талақ қилған адәм өз аялини нека садиқлиғини бузушқа тутуп бәргән болиду. Талақ қилинған аялни әмригә алған кишиму нека садиқлиғини бузған болиду.

 Қәсәм қилиш һәққидә

 33— Силәр әҗдатлириңларға «Қәсәмдин қайтма, Пәрвәрдигариңға қилған қәсимиңдә тур» дейилгән тәлимни аңлиған. 34Лекин шуни билип қоюңларки, қәтъий қәсәм қилмаңлар. Асманни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки асман улуқ Падиша Худаниң тәхтидур. 35Яки йәрни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки зимин Худаниң пут қойидиған йеридур. Йерусалимни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки у йәр улуқ Худаниң шәһиридур. 36Һәтта өз бешиңларни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки силәрниң чечиңларниң бир телиниму ақ яки қара рәңгә өзгәртишкә күчүңлар йәтмәйду. 37Пәқәт «һә-ә» дегиниңлар «һә-ә», «яқ» дегиниңлар «яқ» болсун. Буниңдин артуғи шәйтандин келиду.

 Интиқам һәққидә

 38— Силәр «Қанға қан, җанға җан»* дегән тәлимни аңлиған.

 39Лекин шуни билип қоюңларки, яман билән тәң болмаңлар. Бирси оң йүзүңларға урса, сол йүзүңларниму тутуп бериңлар. 40Бирси үстүңлардин дава қилип, көйнигиңларни алмақчи болса, чапиниң­ларниму селип бериңлар. 41Мабада бири силәргә жүк-тақисини көтәргүзүп бир чақирим йол жүрүшкә зорлиса, йәнә бир чақирим артуқ йол жүрүп бериңлар. 42Бирси силәрдин бирәр нәрсә тилисә, тилиги­нини бериңлар. Бирси силәрдин бирәр нәрсә қәриз сориса, уни қуруқ қол қайтурмаңлар.

 Дүшмәнләргә меһир-муһәббәт көрситиш һәққидә

 43— Силәр «Хошнаңни сөй, дүшминиңгә нәпрәтлән» дегән тәлимни аңлиған. 44Лекин шуни билип қоюңларки, силәргә дүшмәнлик қилған­­ларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар. 45Шундақ қилғанда, асмандики Атаңлар Худаниң һәқиқий пәрзәнтлиридин болалайсиләр. Чүнки Худа қуяш нурини яхшилар­ғиму, яманларғиму чүшириду. Ямғурниму адаләтликләргиму, адаләт­сизләргиму яғдуриду. 46Әгәр силәр өзәңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, буниң қандақму мукапатқа еришкүчи­лиги болсун? Һәтта инсапсиз баҗгирларму шундақ қиливатмамду? 47Әгәр силәр достлириңлар биләнла салам-саат қилишсаңлар, буниң башқилардин немә пәрқи? Һәтта бутпәрәсләрму шундақ қилидуғу! 48Шуңа асмандики Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәрму шундақ болуңлар.



*38. Сөзму-сөз тәрҗимиси: «көзгә көз, чишқа чиш».



 

6

 Хәйир-сахавәт һәққидә

 1— Диққәт қилиңларки, башқиларға көз-көз қилиш үчүн яхши иш қилмаңлар. Бундақ қилсаңлар, асмандики Атаңларниң мукапи­тиға еришәлмәйсиләр.

 2Хәйир-сахавәт қилғиниңларда, дәвраң салмаңлар. Сахтипәзләрла башқиларниң махтишиға еришиш үчүн, ибадәтхана вә кочилар­да шундақ қилиду. Билип қоюңларки, улар шундақ қилип башқилар­ниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду. 3Шуниң үчүн сәдиқә бәргиниңларда оң қолуңларниң қиливатқинини сол қолуңлар билмисун. 4Сәдиқәңләрни йошурун бериңлар. Шундақ болғанда, йошурун қилинған ишларни билип турғучи асмандики Атаңлар силәргә мукапат бериду.

 Дуа һәққидә

 5— Дуа қилған вақтиңларда, башқиларға көз-көз қилиш үчүн ибадәт­хана яки төрт коча оттурида турувелип дуа қилидиған сахтипәз­ләр­дәк дуа қилмаңлар. Билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәлмәйду.

 6Дуа қилған вақтиңларда, өйгә кирип, ишикни йепип, асмандики көрүнмәс Атаңларға дуа қилиңлар. Сәздүрмәстин қилинған барлиқ ишларни билип турғучи асмандики Атаңлар җәзмән силәргә мукапат бериду.

 7Дуа-тилавәт қилғанда, бутпәрәсләрдәк қуруқ гәпләрни тәкрарла­вәр­мәң­лар. Улар гәпни тәкрарлавәрсәк Худа тәливимизни иҗавәт қилиду, дәп ойлиса керәк. 8Силәр уларни доримаңлар. Чүнки асман­дики Атаңлар силәрниң еһтияҗиңларни силәр тәләп қилиш­тин авалла билиду. 9Шуниң үчүн мундақ дуа қилиңлар:

«Әй асмандики Атимиз,

Сениң намиң улуқланғай.

10Падишалиғиң йәр йүзидә намайән болғай.

Ирадәң асмандикидәк йәр йүзидиму әмәлгә ашурулғай.

11Күндилик йемәклигимизни бәргәйсән.

12Бизгә гуна қилғанларни кәчүргинимиздәк,

Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән.

13Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән.

Бизни яманлиқтин* жирақ қилғайсән».*

 14Силәр башқиларниң гуналирини кәчүрсәңлар, асмандики Атаңлар­му силәрни кәчүриду. 15Бирақ силәр башқиларниң гуналирини кәчүр­ми­сәңлар, асмандики Атаңларму силәрни кәчүрмәйду.

 Роза тутуш һәққидә

 16— Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк қияпәткә киривал­маң­лар. Улар роза тутқинини көз-көз қилиш үчүн, өзлирини ғәмкин қияпәттә көрситиду. Шуни билип қоюңларки, улар шундақ қилип, башқиларниң һөрмитидин башқа һеч қандақ мукапатқа еришәл­мәйду. 17Силәр роза тутқанда, чечиңларни майлап, өзәңларни түзәш­түрүп жүрүңлар. 18Шу чағда пәқәт асмандики көрүнмәс Атаңлардин башқа һеч ким роза тутқанлиғиңларни сезәлмәйду. Буниң билән силәрниң йошурун қиливатқан ишиңларниму билип туридиған асмандики Атаңлар җәзмән силәргә мукапат бериду.

 Байлиқ һәққидә

 19— Йәр йүзидә өзәңларға байлиқ топлимаңлар. Чүнки бу йәрдә йә күйә йәп түгитиду, йә датлишип түгәйду яки оғри оғрилап кетиду. 20Әксичә асманда өзәңларға байлиқ топлаңлар. У йәрдә күйә йемәйду, датлашмайду, оғриму алмайду. 21Байлиғиңлар қәйәрдә болса, қәлбиңларму шу йәрдә болиду.

 22— Көз тәнниң чириғидур. Әгәр көзүңлар яхши болса, йәни көзүң­лар Худада болса, пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толиду. 23Әгәр көзүңлар яман болса, пүтүн вуҗудуңларни қараңғулуқ басиду. Әгәр һаятиңлардики «йоруқлуқ» әмәлиятта қараңғулуқ болса, у қараңғулуқ немә дегән қорқунучлуқ һә!

 24— Икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалайдиған һеч қандақ киши йоқ. У яки бирини яман көрүп, йәнә бирини яхши көриду яки биригә етивар берип, йәнә биригә сәл қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниң бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қули болушуң­лар мүмкин әмәс.

 25Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар. Һаятлиқ йемәк-ичмәктин, тән кийим-кечәктин көп әзиз әмәсму? 26Көктики учар қанатларға қараңлар! Улар теримайду, жиғмайду, амбарда озуқму сақлимайду. Асмандики Атаңлар уларниму ач қоймиған йәрдә, силәрниң рисқиңларни чоқум бериду. Чүнки силәр әшу қушлардин көп әзиз әмәсму? 27Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни кичиккинә узарталайсиләр?

 28Кийим-кечәк үчүн ғәм қилишниң немә һаҗити?! Даладики явайи гүлләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар ишму қилмайду, кийимму тикмәйду; 29лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта улуқ падиша Сулайманниң һашамәтлик тонлириму бу явайи гүлләрниң гөзәллигигә тәң келәлмәйду. 30Әй ишәнчи аҗизлар! Худадин немишкә гуманлиниватисиләр? Даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа қалинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән Худа силәрни техиму кийиндүрмәсму? 31Шундақ екән, «Немә йәймиз, немә ичимиз, немә кийимиз?» дәп ғәм қилмаңлар. 32Йәһудий әмәсләр мана шу нәрсиләр үчүн издиниду. Бирақ асмандики Атаңлар силәрниң бу нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду. 33Шундақ екән, һәммидин муһими Худаниң Падишалиғи вә һәққанийлиғи һәққидә издиниңлар. У чағда Худа силәргә мана буларниң һәммисини қошуп тәғдим қилиду. 34Шуниң үчүн әтидин ғәм қилмаңлар. Әтиниң ғеми әтигә қалсун. Һәр күнниң дәрди шу күнгә йетиду.



*13. Яки «шәйтандин».

*13. Бәзи грекчә нусхиларда бу айәтниң ахириға «Чүнки падишалиқ, һоқуқ вә улуқлуқ Саңа мәнсүп, амин» дегән ибариләр қошулған.



 

7

 Башқиларниң үстидин һөкүм қилмаңлар

 1— Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Болмиса силәрму Худаниң һөкүмигә учрайсиләр. 2Чүнки силәр башқилар үстидин қандақ өлчәм билән һөкүм қилсаңлар, Худаму силәрниң үстүңлардин шундақ өлчәм билән һөкүм чиқириду. Силәр башқи­ларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, Худаму силәргә шундақ өлчәм билән өлчәп бериду. 3Немә үчүн бурадириңниң һәрә кепиги­дәк кичик камчилиғини көрүп, өзәңдики лимдәк чоң гунани көрмәйсән?! 4Өзәңдә шунчә чоң гуна туруп, бурадириңгә: «Көзүңдики һәрә кепигини еливетәй!» дегиниң қандақ гәп? 5Әй сахтипәз! Авал өзәңниң көзидики лимни еливәт. Буниң билән ениқ көрүп, буради­риңниң көзидики һәрә кепигини еливетәләйсән.

 Хуш Хәвәрни аңлашни халимайдиғанлар һәққидә

 6— Иштқа муқәддәс нәрсини бәрмәңлар яки тоңғузниң алдиға үнчә-мәрвайитларни ташлап қоймаңлар. Чүнки ишт кәйнигә бурулуп силәрни таллайду; тоңғуз үнчә-мәрвайитларни аяқ астида дәссәп янчийду.

 Тилигәнләр еришиду

 7— Дуа қилип тиләңлар, Худа тилигиниңларни бериду. Издәңлар, таписиләр. Ишикни қеқиңлар, ечилиду. 8Чүнки тилигәнләр еришиду, издигәнләр тапиду, ишикни қаққанларға ишик ечилиду. 9Әгәр оғлуңлар нан тәләп қилса, силәр униңға таш берәттиңларму? 10Белиқ тәләп қилса, илан берәттиңларму? 11Гунакар болған силәр пәрзәнтлириңларға яхши нәрсиләрни беришни билгән йәрдә, асмандики Атаңлар тилигәнләргә яхши нәрсиләрни техиму илтипат қилмасму?

 12Башқиларниң өзәңларға қандақ муамилә қилишини күтсәңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар. Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири мана шу.

 Худаниң Падишалиғиға киридиған дәрваза

 13— Тар дәрвазидин кириңлар. Чүнки кишини һалакәткә елип баридиған дәрваза кәң, йол асан болуп, бу дәрвазидин киридиғанлар көп. 14Бирақ һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар, йол тәс болуп, уни издәп тапалайдиғанларму аз.

 Икки хил мевә дәриғи

 15— Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи жирт­қуч чил бөридәк сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар. 16Силәр уларни «мевилиридин» тонувалалайсиләр. Тикәндин үзүм, қамқақтин әнҗир алғили болмайду. 17Яхши дәрәқ яхши мевә бериду, яман дәрәқ яман мевә бериду. 18Яхши дәрәқ яман мевә бәрмәйду. Яман дәрәқ яхши мевә бәрмәйду. 19Яхши мевә бәрмәй­диған һәр бир дәрәқ кесилип отқа ташлиниду. 20Шуниңдәк, сахта пәйғәмбәрләрни уларниң «мевилиридин» тонувалалайсиләр.

 Һәқиқий шагирт

 21— Мени «Рәббим, Рәббим» дегәнләрниң һәммисила Асманниң Падишалиғиға кирәлмәйду. Пәқәт асмандики Худа Атамниң иради­сини ада қилғанларла кирәләйду. 22Қиямәт күнидә нурғун кишиләр Маңа: «Рәббим, Рәббим, биз Сениң намиң билән пәйғәмбәрлик сөз йәткүздуқ» вә «Сениң намиң билән җинларни қоғлидуқ, нурғун мөҗүзиләрни көрсәттуқ», дәйду. 23Һалбуки, у чағда Мән уларға: «Силәрни әзәлдин тонумаймән. Көзүмдин йоқилиңлар, әй яманлиқ қилғучилар», дәймән.

 Икки хил имарәт салған кишиләр

 24— Демәк, бу сөзлиримни аңлап әмәл қилғанлар имарәтни қорам таш үстигә салған әқиллиқ кишиләргә охшайду. 25Боран соқуп, ямғур уруп, кәлкүн кәлгән тәғдирдиму, у имарәт өрүлмәйду. Чүнки униң һули қорам ташниң үстигә селинған. 26Бирақ сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиғанлар имарәтни қумниң үстигә қурған ахмақларға охшайду. 27Ундақ имарәт боран, ямғур вә кәлкүнниң һуҗумиға учриғанда өрүлүп кетиду, өрүлгәндиму интайин паҗиәлик өрүлиду!

 28Һәзрити Әйса бу сөзлирини аяқлаштурғандин кейин, халайиқ Униң тәлимлиригә һәйран қелишти. 29Чүнки һәзрити Әйсаниң тәлимати Тәврат устазлириниңкидин пәриқләнгән болуп, У Худадин кәлгән алаһидә һоқуқ билән тәлим бәрди.


8

 Һәзрити Әйсаниң мохо кесилини сақайтиши

 1Һәзрити Әйса тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр Униңға әгишип маңди. 2Мохо* кесилигә гириптар болған бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип:

 — Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қилғай­сиз! — деди. 3Һәзрити Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп:

 — Халаймән, пак болғин, — девиди, бу адәмниң бәдинидики мохо кесили шу ан сақайди. 4Һәзрити Әйса униңға:

 — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, лекин удул мәркизий ибадәт­ханиға берип роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиқни қил, — деди.

 Һәзрити Әйсаниң римлиқ йүз бешиниң чакирини сақайтиши

 5Һәзрити Әйса Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, римлиқ бир йүз беши Униң алдиға келип, шапаәт тиләп:

 6— Тәхсир, чакирим паләч болуп қалди, наһайити азап ичидә өйдә ятиду, — деди.

 7— Мән берип уни сақайтип берәй, — деди һәзрити Әйса.

 8Йүз беши:

 — Тәхсир, өйүмгә келишиңизгә әрзимәймән. Пәқәт бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду. 9Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм, бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди.

 10Бу гәпләрни аңлап, һәйран болған һәзрити Әйса биллә кәлгән­ләргә:

 — Билип қоюңларки, бундақ ишәнчни исраиллар ичидә учратмиған едим. 11Силәргә шуни ейтайки, шәриқ вә ғәриптин нурғун йәһудий әмәсләр келип, Асманниң Падишалиғида әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду. 12Лекин Асман­ниң Падишалиғиниң мирасхорлири болған нурғун йәһудийлар ташқириға, қараңғулуққа һайдилип, у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишли­рини ғучурлитиду, — деди. 13Андин йүз бешиға:

 — Өйүңгә қайт, ишәнгиниңдәк болиду, — деди. Һелиқи чакарниң кесили шу ан сәллимаза сақийип кәтти.

 Һәзрити Әйсаниң нурғун кесәлләрни сақайтиши

 14Һәзрити Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинани­синиң қизитмиси өрләп, орун тутуп йетип қалған еди. 15Һәзрити Әйса униң қолини тутуши биләнла қизитмиси йенип кәтти. У аял дәрһал орнидин туруп, һәзрити Әйсани күтүшкә башлиди.

 16Қараңғу чүшкәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни һәзрити Әйсаниң алдиға елип келишти. Һәзрити Әйса бир еғиз сөз биләнла улардики җинларни қоғлавәтти вә кесәлләрниң һәммисини сақайтти. 17Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурулған: «Ағриқ-силақлиримизни У көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди», дегән сөз әмәлгә ашурулди.

 Һәзрити Әйсаға әгишишниң төләмлири

 18Һәзрити Әйса әтрапиға олишивалған кишиләрни көрүп, шагирт­лириға көлниң у қетиға өтүп кетишни буйриди. 19Шу чағда Тәврат устазлиридин бири келип, Униңға:

 — Устазим, Сиз қәйәргә бармаң, мән Сизгә әгишип маңимән, — деди.

 20Бирақ һәзрити Әйса униңға:

 — Түлкиниң өңкүри, қушниң угиси бар. Бирақ Инсан Оғлиниң* бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.

 21Йәнә бир шагирти һәзрити Әйсаға:

 — Устаз, атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүп, андин Сизгә әгишәйчу! — деди.

 22Һәзрити Әйса униңға:

 — Маңа әгәшкин! Өлгәнләрни роһи өлүкләр өзлири йәрликкә қойсун, — деди.

 Һәзрити Әйсаниң боранни тиничлитиши

 23Һәзрити Әйса кемигә чүшти, шагиртлириму чүшүп биллә маңди. 24Көл үстидә уштумтут қаттиқ боран чиқип кәткәчкә, долқун­лар кемидин һалқип кәтти. Бу чағда һәзрити Әйса ухлавататти. 25Шагиртлар Уни ойғитип:

 — Устаз, ғәриқ болуш алдида туримиз, бизни қутулдурғайсиз! — деди.

 26— Неманчә қорқисиләр, ишәнчиңлар немә дегән аҗиз! — деди һәзрити Әйса вә орнидин туруп, боран-чапқун вә долқунларға буйруқ қилди. Шуниң билән боран вә долқунлар пүтүнләй тинич­ланди.

 27Шагиртлар интайин һәйран болуп, бир-биригә:

 — Бу зади қандақ Адәмду? Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.

 Һәзрити Әйсаниң җин чаплашқан икки адәмни сақайтиши

 28Һәзрити Әйса көлниң у қетидики Гадара дегән җайға барғинида, Униңға җин чаплашқан икки киши йолуқти. Гөр қилинидиған өңкүр­ләрни макан тутқан бу икки киши шунчә вәһши едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт қилалматти. 29Улар һәзрити Әйсани көргән һаман:

 — Әй Худа Оғли, ишимизға арилашма! Сән вақит-саати кәлмәс­тинла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп вақириди.

 30Шу әтрапта чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинип жүрәтти. 31Җинлар һәзрити Әйсаға ялвуруп:

 — Әгәр Сән бизни һайдап чиқармақчи болсаң, тоңғуз падисиға киргүзүвәткин, — деди.

 32Һәзрити Әйса:

 — Чиқиңлар! — девиди, җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кирип кәтти. Пүтүн тоңғуз падиси терә-перәң болуп, жүгригән пети тик ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.

 33Тоңғуз баққучилар шәһәргә қечип кирип, бу ишниң баш-ахирини вә җин чаплашқан кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа тарқатти. 34Шуниң билән пүтүн шәһәрдикиләр һәзрити Әйса билән көрүшүшкили чиқти. Улар Уни көргәндә, Униң бу йәрдин чиқип кетишини тәләп қилди.



*2. Мохо кесили — бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни «напак», дәп қаратти.

*20. Муқәддәс Язмиларда «Инсан Оғлидин» ибарәт Әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән асмандин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Һәзрити Әйса бу намни Өзи һәққидә ишләткән.



 

9

 Һәзрити Әйсаниң паләч кесилини сақайтиши

 1Һәзрити Әйса кемигә чүшүп көлдин өтүп, Өзи турған шәһәр Кәпәрнаһумға қайтип кәлди. 2Кишиләр зәмбилгә ятқузулған бир паләчни Униң алдиға елип кәлди. Уларниң ишәнчини көргән һәзрити Әйса һелиқи паләчкә:

 — Оғлум, хатирҗәм бол, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.

 3Бир қанчә Тәврат устазлири көңлидә «Бу Адәм күпүрлүк қилди», дәп ойлиди.

 4Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға:

 — Немә үчүн яман ойда болисиләр? 5«Гуналириң кәчүрүм қилинди» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? Әлвәттә, ейтмақ асан, қилмақ тәс. 6Амма һазир Инсан Оғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә:

 — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп, өйүңгә қайт, — дәп буйриди.

 7Һелиқи адәм орнидин туруп өйигә қайтти. 8Буни көргән көпчилик қорқушуп, инсанға бундақ һоқуқни бәргән Худаға мәдһийиләр ейтишти.

 Һәзрити Әйсаниң Мәттани шагиртлиққа чақириши

 9Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип алдиға қарап кетиватқанда, бир баҗгирни көрди. Униң исми Мәтта болуп, баҗ жиғидиған җайда олтиратти. Һәзрити Әйса униңға:

 — Маңа әгәшкин! — деди.

 Мәтта орнидин туруп, Униңға әгәшти.

 10Һәзрити Әйса Мәттаниң өйидә меһмандарчилиқта болуватқанда, нурғун баҗгирлар* вә гунакар дәп қаралған бир топ кишиләрму кирип, һәзрити Әйса вә Униң шагиртлири билән һәмдәстихан болди. 11Буни көргән пәрисийләр һәзрити Әйсаниң шагиртлириға:

 — Устазиңларниң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтарғини қандақ гәп?! — дейишти.

 12Бу гәпни аңлиған һәзрити Әйса:

 — Сағлам адәм әмәс, бәлки кесәл адәмла тевипқа муһтаҗдур. 13Муқәддәс Язмиларда: «Мән қурванлиқ қилишиңларни әмәс, рәһим-шәпқәт көрситишиңларни истәймән», дейилгән. Силәр берип бу сөзниң мәнасини үгиниңлар. Мән өзлирини дурус һесаплайди­ған­ларни әмәс, бәлки өзлириниң гуналирини тонуйдиған­ларни чақир­ғили кәлдим, — деди.

 Кониға есиливалмаслиқ

 14Шу вақитларда Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири келип, һәзрити Әйсаға:

 — Биз вә пәрисийләр роза тутимиз, Сизниң шагиртлириңиз немишкә тутмайду? — дәп сорашти.

 15Һәзрити Әйса җававән мундақ деди:

 — Тойи болуватқан жигит техи той зияпитидә турған чағда, меһманлар һаза тутуп олтарса қандақ болғини?! Әлвәттә болмайду! Амма жигитниң улардин елип кетилидиған күни келиду, әйнә шу чағда улар қайғу-һәсрәт чәккинидин роза тутиду.

 16Һеч ким кона көйнәккә киришип кетидиған йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, кийим жуюлғанда йеңи ямақ киришип, кийимни житип ташлайду. Нәтиҗидә житиқ техиму йоғирип кетиду. 17Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, йеңи шарапниң көпүши билән тулум йерилидудә, шарапму төкүлүп кетиду. Демәк, тулумму кардин чиқиду. Шуниң үчүн йеңи шарапни йеңи тулумға қачилаш керәк. Шундақ қилғанда, һәр иккилисини сақлап қалғили болиду.

 Тирилдүрүлгән қиз вә сақайтилған аял

 18Һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлириға бу сөзләрни қиливатқан вақтида, мәлум бир ибадәтханиниң бир җавапкәр адими келип, һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип:

 — Мениң қизим һазирла өлүп кәтти, Сиз берип униңға қолуңизни тәккүзүп қойсиңиз, у тирилиду, — деди.

 19Һәзрити Әйса орнидин туруп, шагиртлирини елип, униң билән биллә барди.

 20Йолда хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял һәзрити Әйсаниң арқа тәрипидин келип, Униң чапининиң пешини силиди. 21У ичидә «Һәзрити Әйсаниң чапинини тутсамла, чоқум сақийип кетимән», дәп ойлиған еди.

 22Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп, униңға қарап:

 — Қизим, хатирҗәм бол, ишәнчиң сени сақайтти! — дейишигила, һелиқи аял сақийип кәтти.

 23Һәзрити Әйса һелиқи ибадәтханиниң җавапкәр адиминиң өйигә кирип, нәй челиватқан вә һаза тутуп жиғлаватқан адәмләр топини көрүп, 24уларға:

 — Чиқип кетиңлар, бу қиз өлмиди, ухлап қапту, — деди.

 Бирақ халайиқ Уни мәсқирә қилди. 25Кишиләр чиқириветилгәндин кейин, һәзрити Әйса қиз ятқан өйгә кирип, униң қолидин тартти. Қиз орнидин турди. 26Бу хәвәр пүтүн әтрапқа тарқалди.

 Бемарларниң сақайтилиши

 27Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип кетиватқанда, икки қарғу Униң кәйнидин келип:

 — Әй падиша Давутниң Әвлади,* бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп вақирап кәтти.

 28Һәзрити Әйса өйгә киргәндин кейин, һелиқи икки қарғу Униң алдиға кәлди. Һәзрити Әйса улардин:

 — Силәр Мениң силәрни сақайтишқа қадир екәнлигимгә ишинәм­силәр? — дәп сориди.

 — Әй Рәббим, ишинимиз, — дәп җавап бәрди улар.

 29Һәзрити Әйса уларниң көзлиригә қолини тәккүзүп туруп:

 — Ишәнгиниңлардәк болсун! — дейишигила, 30уларниң көзлири ечилди. Һәзрити Әйса уларға:

 — Бу ишни һеч кимгә ейтмаңлар! — дәп қаттиқ тапилиди. 31Лекин улар у йәрдин чиқипла, бу ишни әтрапқа йейивәтти.

 32Улар чиқип кәткәндин кейин, җин чаплашқан бир кекәч һәзрити Әйсаниң алдиға елип келинди. 33Һәзрити Әйса униңдики җинни қоғлиши биләнла, һелиқи адәм зуванға кәлди. Халайиқ һәйран болуп:

 — Бундақ иш Исраилда зади болмиған, — дейишти.

 34Лекин пәрисийләр:

 — У җинларни уларниң башлиғиға тайинип һайдайдикән, — дейишти.

 Һәзрити Әйсаниң кишиләргә болған меһир-муһәббити

 35Һәзрити Әйса пүтүн шәһәр, йеза-қишлақларни арилап, һәр қайси ибадәтханиларда тәлим берип, Асманниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқатти вә хәлиқ ичидики һәр хил кесәллик вә ағриқ-силақларни сақайтти. 36У топ-топ адәмләрни көрүп уларға ич ағритти, чүнки улар қойчисиз қой падилиридәк панасиз бечариләр еди. 37Шуниң билән У шагиртлириға:

 — Қутқузулушқа интилидиғанлар мол һосулдәк көп, бирақ һосулни елиш үчүн ишләйдиғанлар аз екән. 38Һосулниң Егиси болған Худадин көпирәк ишчи әвәтип, һосулни жиғивелишни тиләңлар, — деди.



*10. Баҗгирлар — Исраилни ишғал қилған римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған йәһудийлар.

*27. Давут падишаниң Әвлади — бу нам йәһудийлар арисида улар күтүватқан Қутқазғучи-Мәсиһни көрситәтти.



 

10

 Һәзрити Әйсаниң он икки шагиртини әвәтиши

 1Һәзрити Әйса он икки шагиртини йениға чақирип, уларға җинларни һайдаш вә һәр хил ағриқ-силақларни сақайтиш һоқуқини бәрди. 2Бу он икки шагиртлириниң исимлири мундақ: Петрус дәпму аталған Симун вә униң иниси Әндәр, Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң қериндиши Юһанна, 3Филип вә Бартоломай, Томас вә баҗгир Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп вә Тадай, 4вәтәнпәрвәр дәп аталған Симун вә һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийот.

 5Һәзрити Әйса бу он икки шагиртини хәлиқниң арисиға әвәтиш­тин авал, уларға мундақ дәп тапилиди:

 — Йәһудий әмәсләрниң зиминлириға бармаңлар. Самарийәлик­ләрниң шәһәрлиригиму бармаңлар. 6Униңдин көрә, Худаниң йоқалған қой падилири, йәни исраиллар арисиға бериңлар. 7Барған йериңларда: «Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!» дәп җакалаңлар. 8Кесәлләрни сақайтиңлар, өлүкләрни тирилдүрүңлар, мохо кесәллирини сақайтиңлар, җинларни һайдаве­тиңлар. Бу имтиязларни һәқсиз алған екәнсиләр, һәқсиз ишлитиң­лар. 9Һәм йениңларда алтун, күмүч вә мис пулларни елип жүрмәң­лар. 10Сәпәргә чиққанда нә хурҗун, нә бирәр артуқ көйнәк, нә аяқ, нә һаса еливалмаңлар. Чүнки хизмәткар кимгә хизмәт қилса, шуниң­дин иш һәққи елишқа һәқлиқ.

 11Бирәр шәһәр яки йезиға барған вақтиңларда, алди билән у йәрдә силәрни қобул қилишни халайдиған кишини издәп тепип, у йәрдин кәткичә шу кишиниң өйидә туруңлар. 12Бирәр өйгә киргиниңларда, уларға аманлиқ тиләңлар. 13Әгәр у аилидикиләр силәрни қобул қилса, уларға тилигән аманлиғиңлар иҗавәт болиду. Әгәр силәрни қобул қилмиса, тилигән аманлиғиңлар өзәңларға яниду. 14Силәрни қобул қилмиған, сөзүңларни аңлимиған кишиниң өйидин яки шу шәһәрдин қайтқиниңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар. 15Билип қоюңларки, у шәһәрдикиләрниң қиямәт күни тартидиған җазаси Содом вә Гомора* шәһиридики яман кишиләрниң тартидиған җазасидинму еғир болиду!

 Кәлгүсидики зиянкәшлик

 16— Мана мән силәрни қойларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк әвәтимән. Шуңа иландәк сәзгүр, кәптәрдәк саддә болуңлар. 17Киши­ләр­дин пәхәс болуңлар. Улар силәрни тутқун қилип сотқа тапшуруп бериду, ибадәтханилирида қамчилайду. 18Силәр Маңа ишәнгән­лигиңлар үчүн, һаким вә падишалар алдиға елип берилип сораққа тартилисиләр. Буниң билән уларниң вә йәһудий әмәсләрниң алдида Мениң гувачилирим болисиләр. 19Сорақ қилинған вақтиңларда, қандақ җавап бериш яки немә дейиштин әндишә қилмаңлар. Чүнки у чағда қилидиған сөзлириңлар силәргә несип қилиниду. 20Силәр өзәңлар сөзлимәйсиләр, бәлки асмандики Атаңларниң Роһи силәр арқилиқ сөзләйду.

 21Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип, уларни өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-аниси билән қаршилишип, уларни өлүмгә иштириду. 22Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн, һәммә адәм силәргә өчмәнлик қилиду, лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргән­ләр җәзмән қутқузулиду. 23Улар силәргә бир шәһәрдә зиянкәшлик қилса, йәнә бир шәһәргә қечип бериңлар. Билип қоюңларки, силәр Исраилниң пүтүн шәһәрлирини арилап болғичә, Инсан Оғли қайтип келиду.

 24Шагирт устазидин, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду. 25Шуниң үчүн шагирт устазидәк, қул ғоҗайинидәк болғиниға қанаәт қилсун. Улар өйниң беши болған Мени «Җинларниң падишаси шәйтан», дәп атиған йәрдә, өйниң әзалири болған силәрни техиму зор һақарәт қилмамду?

 26Бирақ бундақлардин қорқмаңлар. Ашкарә болмайдиған һеч қандақ йошурун иш, паш болмайдиған һеч қандақ мәхпийәтлик йоқтур. 27Мениң силәргә мәхпий ейтқанлиримни силәр очуқ-ашкарә ейтивериңлар. Қулиғиңларға пичирлап ейтқанлиримни хәлқи аләмгә җакалаңлар. 28Тениңларни өлтүрсиму, җениңларни алалмайдиғанлардин қорқмаңлар. Әксичә тениңларниму, җениңлар­ниму дозақта һалак қилалайдиған Худадин қорқуңлар. 29Икки қушқачни бир тәңгигә сетивалғили болсиму, лекин асмандики Атаңлар билмәй туруп, улардин бирсиму йәргә чүшмәс. 30Силәргә кәлсәк, һәтта силәрниң һәр бир тал чечиңларниңму һесави бар. 31Шундақ екән, қорқмаңлар. Чүнки силәр Худа үчүн нурғунлиған қушқачтинму қиммәтликтә!

 32Көпчилик алдида Мени етирап қилғанларни Мәнму асмандики Атамниң алдида етирап қилимән. 33Бирақ көпчилик алдида Мени рәт қилғанларни Мәнму асмандики Атам алдида рәт қилимән.

 Течлиқ вә җедәл-маҗра

 34— Мени дунияға течлиқ елип кәлдимикин, дәп ойлап қалмаңлар. Мән течлиқ әмәс, бәлки җедәл-маҗра елип кәлдим. 35Мениң сәвәвим­дин оғул атисиға, қиз анисиға, келин қейинанисиға қарши чиқиду. 36Адәмниң дүшмини өз аилисидики кишиләрдур.

 37Ата-анисини Мәндинму әзиз көридиғанлар Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс. Пәрзәнтлирини Мәндинму әзиз көридиғанларму Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс. 38Өзиниң чапрас яғичини көтирип,* Маңа әгәшмигәнләрму шагиртим болушқа лайиқ әмәс. 39Өз һаятини аяйдиғанлар әксичә униңдин мәһрум болиду. Мән үчүн өз һаятини айимайдиғанлар униңға еришиду.

 40Силәрни қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду; Мени қобул қилғанлар болса Мени әвәткүчи Худани қобул қилған болиду. 41Бир пәйғәмбәрни Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги сәвәвидин қобул қилған­лар пәйғәмбәр билән охшаш мукапатқа еришиду. Дурус адәмни униң дурус болғанлиғи сәвәвидин қобул қилғанларму шу адәм билән охшаш мукапатқа еришиду. 42Билип қоюңларки, һәзрити Әйсаниң шагирти дәп, шагиртлирим ичидики әң әрзимәс биригә һәтта бирәр чинә соғ су бәргән кишиму җәзмән Мениң мукапитимдин мәһрум қалмайду.



*15. Содом вә Гомора — Ибраһим пәйғәмбәр заманидики икки шәһәр болуп, бу шәһәрләрниң адәмлири охшаш җинистики бузуқчилиққа қаттиқ берилип гунаға патқанлиқтин, Худа бу шәһәрләрни адәмлири билән қошуп йоқатти.

*38. Римлиқлар тәрипидин өлүм җазаси берилгәнләр миқлинидиған чапрас яғачни мүрисидә көтирип җаза мәйданиға баратти. «Өзиниң чапрас яғичини көтириш» дегәнлик Әйса Мәсиһ үчүн азап-оқубәт тартишқа тәйяр болушни көрситиду.



 

11

 Йәһия пәйғәмбәрниң соали

 1Һәзрити Әйса он икки шагиртиға тапилап болғандин кейин, Җәлилийәдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш вә Хуш Хәвәрни җакалаш үчүн, у йәрдин кәтти.

 2Зиндандики Йәһия пәйғәмбәр Әйса Мәсиһниң қилған ишлирини аңлап, шагиртлирини әвәтип, улар арқилиқ һәзрити Әйсадин: 3«Худа бизгә әвәтмәкчи болған Қутқазғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сориди.

 4Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:

 — Силәр қайтип берип, яратқан мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлимлиримни Йәһияға йәткүзүп: 5«Корларниң көзи ечилди, токулар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар. 6Йәһияға йәнә: «Мәндин гуманланмай, Маңа тәврәнмәй ишәнгәнләр немә дегән бәхитлик!» дәп қоюңлар, — деди.

 7Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири кәткәндин кейин, һәзрити Әйса көпчиликкә Йәһия тоғрилиқ мундақ деди:

 — Силәр бурун Йәһияни издәп чөлгә барғиниңларда, зади қандақ бир адәмни көрмәкчидиңлар? Мәйдани шамалда йәлпүнүп турған қомучтәк тәвринип туридиған бир яхши чақниму? 8Яки чирайлиқ кийингән бир есилзадиниму? Һәргиз ундақ әмәс! Бундақ кийимләрни кийидиғанлар чөлдин әмәс, хан ордисидин тепилиду. 9Әмәлиятта силәр бир пәйғәмбәрни көргили чиқтиңлар. Әнди билип қоюңларки, Йәһия пәйғәмбәрдинму үстүндур. 10Чүнки Муқәддәс Язмиларда:

«Мана алдиңда әлчимни әвәтимән.

У Сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду»,

 дәп йезилған вә бу йәрдики «әлчим» дәл Йәһия пәйғәмбәрни көрси­тиду. 11Билип қоюңларки, инсанлар арисида чөмүлдүргүчи Йәһиядинму улуқ киши оттуриға чиққини йоқ, амма Асманниң Падиша­ли­ғидики әң әрзимәс бирсиму униңдин улуқ болиду. 12Чөмүлдүргүчи Йәһия оттуриға чиққан күнләрдин бери, Асманниң Падишалиғи зораванлиққа учримақта. Зораванлар Униңға һуҗум қилмақта.

 13Худаниң Падишалиғи тоғрисида Йәһия пәйғәмбәрниң замани­ғичә болған барлиқ пәйғәмбәрләрниң тәлимлиридә, шундақла Тәвратта алдин-ала бешарәт берилгән. 14Әгәр қобул қилалисаңлар, Мениң «Қайтип келиши муқәррәр болған Илияс пәйғәмбәр дәл Йәһия пәйғәмбәрниң өзидур» дегән сөзүмгә ишиниңлар.* 15Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!

 16Бу заманниң силәрдәк кишилирини зади кимләргә охшитай? Улар худди кочида олтиривелип, бир-биригә: 17«Биз силәргә сүнәй челип бәрсәк, уссул ойнимидиңлар. Матәм музыкисини челип бәрсәк, һазиму тутмидиңлар», дәп рәнҗийдиған тутуруқсиз балиларға охшайду.

 18Чүнки Йәһия пәйғәмбәр келип роза тутатти, шарап ичмәтти. Шуниң билән улар: «Униңға җин тегипту», дейишти. 19Инсан Оғли болса һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән. У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду. Билип қоюңларки, һекмәт бәргән мевиси билән тонулиду.

 Һәзрити Әйсани рәт қилғанлар

 20Андин һәзрити Әйса Өзи нурғун мөҗүзиләрни көрсәткән шәһәрләрдики товва қилмиғанларни әйипләп, мундақ деди:

 21— Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрләрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип, гуналириға товва қилған болатти. 22Билип қоюңларки, қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси Тир вә Сидондики­ләрниңкидинму еғир болиду. 23Әй кәпәрнаһумлуқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар? Әксичә дозаққа ташлинисиләр. Чүнки араңларда яратқан мөҗүзилиримни Содомда яратқан болсам, у шәһәр бүгүнки күнгичә моҗут болған болатти. 24Шуни билип қоюңларки, қиямәт күни Худаниң силәргә беридиған җазаси Содомдикиләрниңкидинму еғир болиду.

 Һәзрити Әйсаниң хошаллиғи

 25Шуниңдин кейин һәзрити Әйса мундақ деди:

 — Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Ата! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилар­дәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәдһийиләр ейти­мән. 26Шундақ, Ата, Сениң Өз хаһишиң әйнә шу еди.

 27Атам һәммини Маңа тәғдим қилди. Мени Атамдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду. Атамниму Мән вә Мән Өзәм ашкарилашни халайдиған кишиләрдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду.

 28Әй җапакәшләр вә еғир жүкни үстигә алғанлар! Мениң йенимға келиңлар, Мән силәргә арамлиқ берәй. 29Мулайим вә кәмтармән. Шуңа Мениң боюнтуруғумға кирип, Мәндин үгиниңлар. Шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду. 30Мениң боюнтуруғумда болуш асан, тәливим еғир әмәс.



*14. Йәһудийлар Тәвраттики «Қутқузғучи-Мәсиһ келиштин бурун Илияс пәйғәмбәр Мәсиһниң йолини тәйярлаш үчүн қайтип келиду» дегән бешарәткә асасән униң келишини күтүватқан еди. Һәзрити Әйса әмәлиятта буниң Илияс пәйғәмбәрдәк күч-қудрәт билән кәлгән Йәһия пәйғәмбәр арқилиқ әмәлгә ашқанлиғини ейтқан.



 

12

 Дәм елиш күни һәққидики мәсилә

 1Шу күнләрдики бир дәм елиш күни һәзрити Әйса буғдай­лиқтин өтүп кетивататти. Қосиғи ечип кәткән шагиртлири башақларни үзүвелип, йейишкә башлиди. 2Буни көргән пәрисийләр һәзрити Әйсаға:

 — Қараң, шагиртлириңиз дәм елиш күни чәкләнгән ишни* қили­ватиду, — дейишти.

 3Һәзрити Әйса уларға:

 — Падиша Давут вә униң һәмралириниң ач қалғанда қандақ қилғанлиғини Муқәддәс Язмилардин оқумиғанму? 4У ибадәтханидики муқәддәс җайға кирип, Худаға аталған нанларни роһанийдин сорап, һәмралири билән биллә йегән. Һалбуки, бу нанларни роһанийлардин башқа һәр қандақ кишиниң йейиши Тәврат қануниға хилап еди. 5Шуниңға охшаш, ибадәтханида ишләйдиған роһанийлар дәм елиш күнлири ишлимәслик әмрини бузсиму, Тәвратта улар гунакар, дәп йезилмиған. Силәр буни оқуп бақмиғанму? 6Билип қоюңларки, бу йәрдә ибадәтханидинму улуғи бар. 7Әгәр силәр Худаниң: «Мән қурванлиқ қилишиңларни әмәс, рәһим-шәпқәт көрситишиңларни истәймән», дегән сөзиниң мәнасини билсәңлар еди, бегуна кишиләрни гунакар, дәп қариматтиңлар. 8Мән Инсан Оғли дәм елиш күниниң Егисидурмән.

 Қоли қуруп кәткән бемарниң сақайтилиши

 9Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, уларниң ибадәтханисиға барди. 10Ибадәтханида бир қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди. Бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилишқа банә тепиш мәхситидә Униңдин:

 — Дәм елиш күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.

 11Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди:

 — Бирәриңларниң қойи ориға чүшүп кәтсә, дәм елиш күни демәй, уни дәрһал тартип чиқиривалмамсиләр? 12Адәм қойдин көп қиммәтликтә! Демәк, дәм елиш күни яхшилиқ қилиш Тәврат қану­ниға уйғун. 13Андин һәзрити Әйса һелиқи кесәлгә:

 — Қолуңни узарт, — деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә келип, йәнә бир қолиға охшаш һаләткә қайтти. 14Буниң билән пәрисийләр ташқириға чиқип, һәзрити Әйсани қандақ қилип йоқитиш һәққидә мәслиһәт қилишти.

 Худа таллиған Хизмәткар

 15Буни билгән һәзрити Әйса у йәрдин кәтти. Нурғун кишиләр Униңға әгишип маңди. Һәзрити Әйса уларниң арисидики бемарлар­ниң һәммисини сақайтти 16вә уларға Өзиниң Ким екәнлигини башқиларға ашкарилимаслиқни тапилиди. 17Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурулған мону сөзләр әмәлгә ашурулди:

18«Мана Мениң таллиған Хизмәткарим,

Дилим сөйгән йеқиним,

Униңдин хурсәнмән!

Роһумни ата қилимән Униңға;

У адаләтни җакалайду пүткүл хәлиқләргә.

19У талаш-тартиш қилмас, чуқанму көтәрмәс.

Кочилардиму һеч ким Униң авазини аңлимас.

20Езилгән қомучни сундурмас,

Өчәй дәп қалған чирақниму өчәрмәс,

Таки адаләт ғалибә қилмиғичә,

21Пүткүл хәлиқләр Униң намиға үмүт бағлар».

 Һәзрити Әйса шәйтандин күчлүктур

 22Шу чағда һәзрити Әйсаниң алдиға җин чаплишивалған кор вә кекәч бири елип келинди. Һәзрити Әйса уни сақайтип, сөзләләй­диған вә көрәләйдиған қилди. 23Халайиқ һәйран болушуп:

 — Һәҗәва, бу падиша Давутниң Әвладимиду? — дейишти.

 24Бу сөзни аңлиған пәрисийләр:

 — У җинларни уларниң башлиғи болған шәйтанға тайинип һайдайдикән, — дейишти.

 25Уларниң немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға мундақ деди:

 — Әгәр бир дөләттикиләр икки груһқа бөлүнүп соқушса, у дөләт гумранлиққа йүз тутиду. Һәр қандақ шәһәр яки аилидикиләр өз ара җедәл-маҗра қилишса, уларму вәйран болуштин сақлиналмайду. 26Әгәр шәйтан өз башқурушида болған җинларни һайдиса, өз-өзигә қарши чиққан болиду. Ундақта, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун? 27Әгәр Мән җинларни уларниң падишаси болған шәйтанға тайинип һайдисам, силәрниң әгәшкүчилириңлар җинларни һайдашта кимгә таянди?! Ейтқанлириңларниң хата екәнлигини өз әгәшкүчилириңлар дәлилләп бериду. 28Әмәлиятта Мән Худаниң Роһиға тайинип җинларни һайдавәттим. Бу Худаниң Падишалиғиниң араңларда намайән болғанлиғини испатлайду.

 29Бир киши қавул бирсиниң өйигә кирип, униң мелини қандақ булап кетәлисун? Пәқәт шу қавул адәмни бағлалиғанларла униң өйини булаң-талаң қилалайду.

 30Мән билән бир йолда маңмиғанлар Маңа қарши турғучилардур. Маңа жиғивелишқа ярдәм бәрмигәнләр тозутувәткүчиләрдур. 31Шуниң үчүн билип қоюңларки, инсанларниң өткүзгән гуналири вә қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду. Лекин Муқәддәс Роһқа қилинған күпүрлүк кәчүрүлмәйду. 32Инсан Оғлиға қарши сөз қилғанлар кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду.

 Адәмни әмәлиятидин тонуш

 33— Силәр дәрәқни мевисидин пәриқ етишиңлар керәк. Мевә дәриғи яхши болса, беридиған мевисиму яхши болиду. Мевә дәриғи яман болса, беридиған мевисиму яман болиду. Чүнки һәр қандақ дәрәқ мевисидин билиниду.

 34Әй зәһәрлик иланлар! Силәр яман турсаңлар, ағзиңлардин қандақму яхши гәп чиқсун? Чүнки көңүлдә немә болса, еғиздин шу чиқиду. 35Яхши адәм қәлбидики яхшилиғидин яхшилиқ чиқириду. Яман адәм қәлбидики яманлиғидин яманлиқ чиқириду. 36Билип қоюңларки, силәр қилған һәр бир еғиз қуруқ гепиңлар үчүн қиямәт күни һесап берисиләр. 37Өз сөзлириңлар билән йә ақлинисиләр, йә гунакар болуп чиқисиләр.

 Карамәт көрситиш тәливи

 38Шу чағда бәзи Тәврат устазлири вә пәрисийләр һәзрити Әйсадин:

 — Устаз, қудритиңизниң Худадин кәлгәнлигини карамәт билән көрсәт­кәйсиз, — деди. 39Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап қайтурди:

 — Осал вә вапасиз кишиләр карамәт көрсәт, дәпла туриду. Бирақ силәргә Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа көрситилидиған иккинчи карамәт йоқ. 40Юнус пәйғәмбәр йоған бир белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз қандақ турған болса, Инсан Оғлиму йәрниң бағрида үч кечә-күндүз шундақ туриду.* 41Қиямәт күни Нинәви шәһиридики хәлиқму қопуп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки улар Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ бу йәрдә Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ Бирси силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар. 42Қиямәт күни Әрәпстандики Шәба падишалиғиниң аял падишасиму орнидин туруп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки у падиша Сулайманниң әқиланә сөзлирини аңлаш үчүн, узун йолларни бесип кәлгән. Мана һазир бу йәрдә падиша Сулаймандинму улуғи бар.

 Җинниң қайтип келиши

 43— Җин бирәр адәмниң тенидин һайдаветилгәндин кейин, қурғақ далаларни арилап чиқип, туридиған җай издәйду, бирақ тапалмайду 44вә: «Илгирики өйүмгә қайтай», дәйду. Шуниң билән җин у адәмниң тенигә қайтип келип, униң дилиниң йәнила бош, шундақла пакиз тазилинип рәтләнгән өйдәк болуп қалғанлиғини байқайдудә, 45өзидинму бетәр йәттә җинни башлап кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму яманлишип кетиду. Бу заманниң яман адәмлириниң һалиму мана шундақ болиду.

 Һәзрити Әйсаниң аниси вә инилири

 46Һәзрити Әйса хәлиққә давамлиқ сөзләватқанда, аниси билән инилири келип, Униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти. 47Бири һәзрити Әйсаға:

 — Аниңиз вә инилириңиз Сиз билән сөзлишимиз дәп сиртта туриду, — деди.

 48— Ким Мениң анам, ким Мениң инилирим? — деди һәзрити Әйса у кишигә. 49Андин У қоли билән шагиртлирини көрситип:

 — Мана анам, мана инилирим! 50Чүнки ким асмандики Атамниң ирадисигә әмәл қилса, шу Мениң ака-иним, ача-сиңлим вә анамдур, — деди.



*2. Йәһудийларниң әнъәниси бойичә дәм елиш күни хаман тепиш қаидигә хилап еди. Пәрисийләр шагиртларниң данларни йейиш үчүн ақлишини хаман тәпкәнлик, дәп қариған. Әмәлиятта мәнъий қилинғини башақларни үзүвелип йейиш әмәс, бәлки зираәтләргә оғақ селиштур.

*40. Бу айәттә һәзрити Әйса Юнус пәйғәмбәрниң йоған бир белиқниң ичидә үч күн туруп сақ чиққанлиғини тилға елиш арқилиқ Өзиниңму өлүп, үчинчи күни тирилидиғанлиғини алдин-ала ейтқан.



 

13

 Уруқ чечиш тоғрисидики тәмсил

 1Шу күни һәзрити Әйса өйдин чиқип, көл бойида олтиратти. 2Әтрапиға нурғун адәм жиғилғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти. 3Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни ейтип бәрди. У мундақ деди:

 — Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту. 4Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту. 5Бәзилири тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшүпту. Тописи непиз болғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту, 6лекин чоңқур йилтиз тартмиғачқа, күн чиқиш биләнла солишип қуруп кетипту. 7Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту. 8Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүпту. Уларниң бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул берипту. 9Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!

 Тәмсилләрниң мәхсити

 10Шагиртлири келип, һәзрити Әйсадин:

 — Сиз немә үчүн көпчиликкә тәлим бәргәндә тәмсил кәлтү­рисиз? — дәп сориди.

 11Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:

 — Асманниң Падишалиғиниң сирлири уларға әмәс, силәрниң билишиңларға берилди. 12Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Униңдики әқил-парасәт ешип-ташқичә болиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду. 13Уларға тәмсил билән сөзлишимниң сәвәви шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму тиңшимайду һәм һәқиқий чүшәнмәйду. 14Буниң билән Худаниң Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди:

«Сөзлиримни аңлайсиләр, аңлайсиләр, чүшәнмәйсиләр.

Қилғанлиримға қарайсиләр, қарайсиләр, мәнасини уқмайсиләр.

15Чүнки бу хәлиқниң зеһни қашаңлашқан.

Қулақлирини етивалған, көзлириниму жумувалған.

Ундақ болмисиди, көзлири көрәтти, қулақлириму аңлатти,

Зеһни ойғинип, Маңа қайтатти. Мәнму уларни сақайтаттим».

 16Лекин силәр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки көзүңлар көриду, қулиғиң­лар аңлайду. 17Билип қоюңларки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә дурус адәмләр силәр көргән вә аңлиғанларни көрүшни вә аңлашни арзу қилған болсиму, мурадиға йетәлмиди.

 Уруқ чечиш тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши

 18— Әнди уруқ чечиш тоғрисидики тәмсилниң мәнасини аңлаң­лар. 19Әгәр бири Худаниң Падишалиғи тоғрисидики сөзни аңлап туруп чүшәнмисә, шәйтан келип униң көңлигә чүшкән сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур. 20Тописи кам ташлиқ йәрләргә чечилған уруқларға кәлсәк, улар Худаниң сөзини аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларға тәмсил қилинған. 21Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, Худа йолидин дәрһал чәтнәп кетиду. 22Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләргә тәмсил қилинғанки, бу адәмләр Худаниң сөзини аңлисиму, лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду. 23Үнүмлүк топиға чечил­ған уруқлар болса Худаниң сөзини аңлап чүшәнгән адәмгә тәмсил қилинған. Бундақ адәмләр әлвәттә һосул бериду, бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул бериду.

 Явайи от тоғрисидики тәмсил

 24Һәзрити Әйса уларға башқа бир тәмсилни сөзләп бәрди:

 — Асманниң Падишалиғи етизға яхши уруқ чачқан адәмгә охшайду. 25Бир кечиси һәммә адәм уйқиға чөмгәндә, у адәмниң дүшмини келип, буғдайниң арисиға явайи от уруқлирини чечиветип кетипту. 26Майсилар өсүп башақ чиқарғанда, явайи отларму көрүнүшкә башлапту. 27Ғоҗайинниң чакарлири келип, униңға: «Ғоҗайин, сиз етизға яхши уруқ чачқан едиңизғу, бу явайи отлар нәдин келип қалди?» дәпту. 28«Бу бир дүшмәнниң иши», дәпту ғоҗайин. Чакарлар: «Берип явайи отларни жулувәтсәк қандақ?» дәп сорапту. 29«Яқ! Явайи отларни жулумиз десәңлар, буғдайларму жулунуп кетиши мүмкин. 30Уларни өсүшигә қоюветиңлар. Ома вақтида мән омичиларға: ‹ Авал явайи отларни жулуп, көйдүрүш үчүн бағлап жиғивелиңлар, андин буғдайларни жиғип амбиримға қачилаңлар › дәймән», дәпту ғоҗайин.

 Қича уруғи вә хемиртуруч тоғрисидики тәмсилләр

 31Һәзрити Әйса уларға йәнә бир тәмсилни сөзләп бәрди:

 — Асманниң Падишалиғи худди бир адәмниң етизға чачқан қича уруғиға охшайду. 32Қича уруғи пүтүн уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп көчәт* болиду, һәтта қушларму келип униң шахлирида угулайду.

 33Һәзрити Әйса уларға башқа бир тәмсилни сөзләп бәрди:

 — Асманниң Падишалиғи худди хемиртуручқа охшайду. Аял хемиртуручни бир халта унға қошуп жуғарса, бу хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду.

 34Һәзрити Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчи­ликкә баян қилди. У тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти. 35Буниң билән бир пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған мону сөзләр әмәлгә ашурулди:

«Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән,

Дуния яритилғандин бери сир болуп кәлгән ишларни тилға алимән».

 Явайи от тоғрисидики тәмсилниң чүшәндүрүлүши

 36Шуниңдин кейин һәзрити Әйса көпчиликтин айрилип өйгә кирди. Шагиртлири йениға келип:

 — Етиздики явайи отлар тоғрисидики тәмсилни чүшәндүрүп қойсиңиз, — деди.

 37Һәзрити Әйса мундақ деди:

 — Яхши уруқларни чачқан Инсан Оғлидур. 38Етиз дуния болуп, яхши уруқлар Асманниң Падишалиғиниң мирасхорлиридур. Явайи отлар болса шәйтанға тәвә болғанлардур. 39Явайи от уруқлирини чачқан дүшмән шәйтандур. Ома вақти заман ахири, омичилар болса периштәләрдур. 40Явайи отлар қандақ жулунуп отқа ташлан­ған болса, заман ахиридиму шундақ болиду. 41Инсан Оғли периштәлирини әвәтип, инсанларни гунаға аздурған вә яманлиқ қилғанларниң һәммисини Өз Падишалиғидин илғап чиқирип, 42уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду. 43Һәққаний адәмләр у чағда Атиси Худаниң Падиша­лиғида қуяштәк чақнайду. Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!

 Ғәзнә вә үнчә-мәрвайит тоғрисидики тәмсилләр

 44— Асманниң Падишалиғи худди етизда йошурулған бир ғәзнигә охшайду. Уни тепивалғучи һаяҗан ичидә ғәзнини қайтидин йошуруп, шу етизни сетивелиш үчүн бар-йоқини сетиветиду.

 45Асманниң Падишалиғи йәнә қиммәт баһалиқ үнчә-мәрвайит­ларни издигән содигәргә охшайду. 46Содигәр наһайити қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тапқан екән, қайтип берип бар-йоқини сетип, у мәрвайитни сетивалиду.

 Тор ташлаш тоғрисидики тәмсил

 47— Асманниң Падишалиғи йәнә деңизға ташлинип һәр хил белиқларни тутидиған торға охшайду. 48Тор толғанда, белиқчилар уни қирғаққа тартип чиқириду. Андин олтирип, яхши белиқларни илғавелип, севәтләргә қачилап, начарлирини ташлаветиду. 49Қиямәт күниму шундақ болиду. Периштәләр келип яман кишиләрни һәққаний кишиләрдин айрийду 50вә уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду.

 51Һәзрити Әйса улардин:

 — Бу сөзләрни чүшәндиңларму? — дәп сориди.

 — Чүшәндуқ, — дәп җавап бәрди улар.

 52Һәзрити Әйса мундақ деди:

 — Асманниң Падишалиғи тоғрилиқ тәлим алған Тәврат устази худди ғәзнисидин конинила әмәс, бәлки йеңи нәрсиләрниму елип чиққан ғоҗайинға охшайду.

 Насирәликләрниң һәзрити Әйсани рәт қилиши

 53Һәзрити Әйса бу тәмсилләрни сөзләп болғандин кейин, у йәрдин кетип, 54Өз жутиға кәтти вә Өз жутидики ибадәтханида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң тәлимини аңлиған хәлиқ һәйран болуп:

 — Бу Адәмниң бунчивала әқил-парасити вә мөҗүзә яритиш қудрити нәдин кәлгәнду? 55У пәқәт аддий бир яғашчиниң оғлиғу? Униң анисиниң исми Мәрийәм; Яқуп, Йүсүп, Симун вә Йәһудалар Униң қериндашлири әмәсму? 56Сиңиллириниң һәммиси өз ичимиз­диғу? Шундақ туруп, Униңдики бу қабилийәтләр зади нәдин кәлгәнду? — дейишәтти. 57Шуниң билән улар Уни рәт қилди. Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:

 — Пәйғәмбәр өз жути вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду.

 58Уларниң ишәнмигәнлиги түпәйлидин һәзрити Әйса у йәрдә көп мөҗүзә көрсәтмиди.



*32. Бу йәрдә тилға елинған қича Оттура Шәриқтә өсидиған, яхши өскәндә һәтта үч метрдин ешип кетидиған өсүмлүкни көрситиду.



 

14

 Чөмүлдүргүчи Йәһияниң өлтүрүлүши

 1У күнләрдә һәзрити Әйса тоғрисидики хәвәрләрни аңлиған Һирод хан 2қол астидикиләргә:

 — Бу адәм чөмүлдүргүчи Йәһия болса керәк, у чоқум өлүмдин тирилипту. Униң пәвқуладдә қудрәтләргә егә болғанлиғиниң сәвәви әйнә шу, — деди.

 3Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. 4Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди. 5Һирод шу сәвәптин Йәһияни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ хәлиқтин қорққан еди, чүнки хәлиқ Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қаратти.

 6Һиродниң туғулған күни аяли Һиродийәниң бурунқи еридин болған қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һиродқа шундақ яқтики, 7қизға немә тилисә, шуни беришкә қәсәм қилди. 8Қиз анисиниң күшкүртүши билән:

 — Дәрһал чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини елип, бир тәхсигә қоюп әкелиң, — деди. 9Һирод хан буниңға оңайсизланған болсиму, меһманларниң алдида қилған қәсими түпәйлидин, бу тәләпни орунлашни буйриди. 10Адәм әвәтип, зинданда Йәһия пәйғәмбәрниң каллисини алдурди. 11Бир тәхсигә қоюлған калла қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди. 12Йәһияниң шагиртлири берип, җәсәтни дәпнә қилди. Андин һәзрити Әйсаға әһвални хәвәр қилди.

 Һәзрити Әйсаниң бәш миң кишини тойдуруши

 13Һәзрити Әйса бу хәвәрни аңлап, хали бир җайға Өзи ялғуз кетиш үчүн кемигә олтирип, у йәрдин кәтти. Буниңдин хәвәр тапқан хәлиқ әтраптики йезилардин келишип, Униң кәйнидин пиядә маңди. 14Һәзрити Әйса кемидин чүшкинидә, нурғун адәмләрни көрди вә уларға ич ағритип, уларниң кесәллирини сақайтти.

 15Кәчқурун шагиртлири һәзрити Әйсаниң йениға келип:

 — Бу хали бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқ­ни тарқитивәткән болсиңиз, улар кәнтләргә берип өзлиригә тамақ сетивалсун, — деди.

 16— Уларниң тарқап кетишиниң һаҗити йоқ, уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди һәзрити Әйса.

 17Шагиртлар:

 — Биздә бәш нан билән икки данә белиқтин башқа һеч нәрсә йоқ, — дейишти.

 18— Уларни Маңа елип келиңлар, — деди һәзрити Әйса. 19У халайиқни чимлиқниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти. 20Һәммиси йәп тойди. Шагиртлар ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә жиғивалди. 21Тамақ йегәнләрниң сани аяллар вә балиларни һесапқа алмиғанда, бәш миңчә киши еди.

 Һәзрити Әйсаниң су үстидә меңиши

 22Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олтирип, көлниң қарши қирғиғиға Өзидин авал өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти. 23Уларни тарқитивәткәндин кейин, һәзрити Әйса дуа-тилавәт қилиш үчүн Өзи тәнһа таққа чиқти, кәчтиму У йәрдә ялғуз қалди. 24Бу чағда кемә қирғақтин хелә узақта долқунлар ичидә чайқилип тәстә илгириләвататти, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти.

 25Таң етишқа аз қалғанда, һәзрити Әйса көлниң үстидә меңип, шагиртлири тәрәпкә кәлди. 26Шагиртлар Униң көлниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, вәһимигә чүшти.

 — У бир алвасти! — дейишип, қорқуп чуқан селишип кәтти.

 27Лекин һәзрити Әйса дәрһал уларға:

 — Хатирҗәм болуңлар, бу Мән, қорқмаңлар! — деди.

 28Петрус буниңға җававән:

 — Әй Рәббим, әгәр бу Сиз болсиңиз, су үстидә меңип йениңизға беришимға әмир қилиң, — деди.

 29— Кәл, — деди һәзрити Әйса.

 Петрус кемидин чүшүп, су үстидә һәзрити Әйсаға қарап маңди. 30Лекин қаттиқ чиқиватқан боранни көрүп қорқти вә суға чөкүшкә башлиғанда:

 — Рәббим, мени қутқузувалғайсиз! — дәп вақириди.

 31Һәзрити Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға:

 — Әй ишәнчи аҗиз, немишкә гуман қилдиң? — деди.

 32Улар кемигә чиққанда, шамал тохтиди. 33Шагиртлири һәзрити Әйсаға сәҗдә қилип:

 — Сиз һәқиқәтән Худа Оғли екәнсиз, — дейишти.

 Һәзрити Әйсаниң Гинәсарда бемарларни сақайтиши

 34Улар көлниң қарши тәрипигә өтүп, Гинәсар дегән йәрдә қуруқ­луққа чиқти. 35У йәрниң хәлқи һәзрити Әйсани тонуп, әтрап­тики җайларға хәвәр әвәтти. Кишиләр бемарларниң һәммисини Униң алдиға елип келип, 36һәзрити Әйсадин бемарларниң һеч болми­ғанда Униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға рухсәт қилишини сорап ялвуратти. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сақайди.


15

 Инсанни немә напак қилиду?

 1Бу чағда пайтәхт Йерусалимдин бәзи пәрисийләр вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң алдиға келип:

 2— Шагиртлириң немишкә әҗдатлиримизниң әнъәнилиригә хилап­лиқ қилиду? Улар тамақтин илгири қоллирини жуймайдикәнғу, — деди.

 3Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди:

 — Силәрчу! Силәр немишкә әнъәнимизгә риайә қилимиз дәп, Худаниң әмирлиригә хилаплиқ қилисиләр? 4Худа: «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләргә өлүм җазаси берилсун», дәп әмир қилған. 5Лекин силәр: «Ата-анисиға: Мәндин алидиған пүтүн маддий ярдимиңларни Худаға атавәттим, дегән кишиниң 6ата-анисиға һөрмәт көрситиш мәҗбурийити қалмайду», дәйсиләр. Буниң билән әнъәнәңларни дәп, Худаниң әмрини йоққа чиқирисиләр. 7Әй сахтипәзләр! Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзләр силәргә немә дегән мас келиду һә:

8«Бу хәлиқ Мени ағзидила һөрмәтләйду,

Лекин қәлби Мәндин жирақ.

9Маңа қилған ибадити бекардур.

Чүнки үгәткәнлири Худаниң әмирлири әмәс,

Бәлки өзлири чиқиривалған пәтивалардур».

 10Һәзрити Әйса халайиқни йениға чақирип, уларға:

 — Қулақ селиңлар һәм шуни чүшиниңларки, 11инсанни напак қилидиғини ағзидин киридиғини әмәс, бәлки ағзидин чиқидиғинидур, — деди.

 12Кейин шагиртлири Униң алдиға келип:

 — Сизниң сөзлириңиз пәрисийләрниң чишиға тәккәнлигини билди­ңизму, — деди.

 13Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди:

 — Асмандики Атам тикмигән һәр қандақ өсүмлүк йилтизидин қомуруп ташлиниду. 14Уларға писәң қилмаңлар; улар қарғуларға йол башлайдиған қарғулардур. Әгәр қарғу қарғуни йетәклисә, һәр иккиси ориға чүшүп кетиду.

 15Петрус:

 — Бая ейтқан напаклиқ тоғрисидики тәмсилни чүшәндүрүп бәргәйсиз, — деди.

 16— Силәрму техичә чүшәнмәйватамсиләр? — деди һәзрити Әйса, 17— еғизға киргән нәрсиләрниң ашқазан арқилиқ тәрәт болуп чиқип кетидиғанлиғини чүшәнмәмсиләр? 18Лекин еғиздин чиқидиғини қәлбтин чиқиду. Инсанни напак қилидиғиниму шу. 19Чүнки яман нийәт, қатиллиқ, нека садиқлиғини бузуш, җинсий әхлақсизлиқ, оғрилиқ, ялған гувалиқ вә төһмәтхорлуқ қатарлиқ гуналарниң һәммиси қәлбтин чиқиду. 20Инсанни мана шулар напак қилиду. Жуюлмиған қоллар билән таам йейиш болса инсанни напак қилмайду.

 Йәһудий әмәс аялниң ишәнчи

 21Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Тир вә Сидон шәһәрлириниң әтрапи­дики районларға барди. 22У йәрдә олтирақлашқан қананлар­дин болған бир аял һәзрити Әйсаниң алдиға келип:

 — Әй тәхсир! Падиша Давутниң Әвлади, һалимға йәткәйсиз! Қизимға җин чаплишивалған еди, һали бәк харап, — дәп зарлиди.

 23Лекин һәзрити Әйса у аялға бир еғизму җавап бәрмиди. Шагиртлири Униң алдиға келип:

 — Бу аялни йолға салғайсиз! Кәйнимизгә әгишивелип йол бойи вақирап жүриду, — дәп тәләп қилди.

 24Һәзрити Әйса һелиқи аялға қарап мундақ деди:

 — Мән пәқәт Худаниң йоқалған қойлири — исраилларға әвәтилдим.

 25Һелиқи аял Униң алдиға келип:

 — Әй тәхсир, маңа шапаәт қилғайсиз! — дәп айиғиға жиқилди.

 26Һәзрити Әйса униңға:

 — Балиларниң ненини иштларға ташлап бериш тоғра әмәс,* — деди.

 27Һелиқи аял буниңға җававән:

 — Шундақ, Тәхсир, бирақ иштларму ғоҗайининиң дәстихинидин чүшкән нан угаклирини йәйдуғу! — деди.

 28Шуниң билән һәзрити Әйса униңға:

 — Әй аял, ишәнчиң камил екән! Тилигиниңдәк болсун, — деди. У аялниң қизи шу ан сақийип кәтти.

 Кесәлләрниң сақайтилиши

 29Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Җәлилийә көлиниң бойидин өтүп, таққа чиқип олтарди. 30Униң алдиға нурғун халайиқ жиғилди. Улар йәнә току, қарғу, чолақ, кекәч вә башқа һәр хил кесәлләрниму елип келип, һәзрити Әйсаниң алдиға қоюшти. Һәзрити Әйса уларни сақайтти. 31Хәлиқ кекәчләрниң тили чиққанлиғини, чолақларниң әслигә кәлгәнлигини, токуларниң маңғанлиғини, қарғуларниң көзи ечилғанлиғини көрүп, һәйран болди вә исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийә ейтти.

 Төрт миң адәмниң тойдурулуши

 32Һәзрити Әйса шагиртлирини йениға чақирип:

 — Бу халайиққа ичим ағрийду. Улар үч күндин бери йенимдин кәтмиди, йәйдиған бир нәрсисиму қалмиди. Уларни өйлиригә ач қосақ қайтурушни халимаймән, йолда жиқилип қелиши мүмкин, — деди.

 33Шагиртлар Униңға:

 — Бундақ хали бир йәрдә бунчивала халайиқни тойдурғидәк нанни нәдин тапимиз? — дейишти.

 34— Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди һәзрити Әйса.

 — Йәттә нан билән бир нәччә тал кичик белиғимиз бар, — дейишти улар.

 35Буниң билән һәзрити Әйса халайиқни йәрдә олтиришқа буйриди. 36Андин йәттә нан билән белиқларни қолиға алди вә Худаға шүкүр ейтип, уларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти. 37Һәммиси йәп тойғандин кейин, шагиртлар ешип қалған парчиларни йәттә севәткә жиғивалди. 38Тамақ йегәнләрниң сани аяллар вә балиларни һесапқа алмиғанда төрт миң киши еди. 39Һәзрити Әйса халайиқни йолға салғандин кейин, кемигә чүшүп, Магдала йезисиниң сиртиға барди.



*26. Һәзрити Әйса бу йәрдә Өзиниң әвәтилишиниң алди билән йәһудийлар, андин йәһудий әмәсләр үчүн екәнлигини тәкитлигән.



 

16

 Пәрисийләрниң карамәт көрситишни тәләп қилиши

 1Пәрисийләр билән садуқий диний еқимидикиләр һәзри­ти Әйсаниң йениға келип, Униң Худа тәрипидин әвәтилгән­лигини синап беқиш мәхситидә, Униңдин бир карамәт көрситишни тәләп қилишти. 2Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:

 — Кәчқурун силәр: «Упуқта қизил шәпәқ көргиниңларда, әтә һава очуқ болиду», дәйсиләр. 3Әтигәндә: «Бүгүн асманниң рәңги көкүш қизил вә булутлуқ, һава бузулиду», дәйсиләр. Асман рәңгини чүшән­дүрәләйсиләрю, бу заманда йүз бериватқан аламәтләрни чүшәндүрәл­мәйсиләр! 4Осал вә вапасиз кишиләр карамәт көрсәт, дәпла туриду. Бирақ силәргә Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа көрситилиди­ған иккинчи карамәт йоқ.*

 Андин һәзрити Әйса уларни ташлап кәтти.

 Сахта тәлимдин сақлиниш

 5Шагиртлар көлниң у қетиға өткинидә, нан еливелишни унтуған еди. 6Һәзрити Әйса уларға:

 — Һошияр болуңлар, пәрисийләр билән садуқийларниң ечитқуси­дин еһтият қилиңлар — деди.

 7Шагиртлар бир-биригә:

 — Нан әкәлмигәнлигимиз үчүн шундақ дәватса керәк, — дейишти.

 8Уларниң немә дейишиватқанлиғини билгән һәзрити Әйса мундақ деди:

 — Әй ишәнчи аҗизлар! Немә үчүн нан әкәлмигәнлигиңлар тоғри­сида сөзлишисиләр? 9Техичә чүшәнмидиңларму? Бәш нан билән бәш миң кишини тойдурғанлиғим, йәнә қанчә севәт йемәклик жиғивалған­лиғиңлар есиңларда йоқму? 10Йәттә нан билән төрт миң кишини тойдурғанлиғим, йәнә қанчә севәт йемәклик жиғивалғанлиғиңларму есиңларда йоқму? 11Силәр немишкә Мениң ейтқинимниң нан тоғри­лиқ әмәслигини чүшәнмәйсиләр? Мән йәнә силәргә: «Пәрисийләр билән садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар», дәймән. 12Шагиртлар шундила һәзрити Әйсаниң өзлиригә нандики ечитқудин әмәс, бәлки пәрисийләр билән садуқийларниң ечитқусидин, йәни сахта тәлимидин еһтият қилишни ейтқанлиғини чүшинип йәтти.

 Петрусниң һәзрити Әйсани Қутқазғучи-Мәсиһ дәп тонуши

 13Һәзрити Әйса Филип Қәйсәрийәси райониға кәлгинидә, шагирт­лиридин:

 — Кишиләр Инсан Оғлини ким дәп билидикән? — дәп сориди.

 14Шагиртлири:

 — Бәзиләр Сизни чөмүлдүргүчи Йәһия, бәзиләр Илияс пәйғәмбәр вә йәнә бәзиләр Йәрәмия яки башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири дәп билидикән, — дәп җавап бәрди.

 15Һәзрити Әйса улардин:

 — Силәрчу? Силәр Мени Ким дәп билисиләр? — дәп сориди.

 16Петрус дәпму аталған Симун:

 — Сиз мәңгү һаят Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ екәнсиз, — дәп җавап бәрди.

 17Һәзрити Әйса униңға:

 — Немә дегән бәхитликсән, Юнус оғли Симун! Буни саңа ашкари­лиғучи инсан әмәс, бәлки асмандики Атам Худадур. 18Саңа шуни ейтайки, сән болсаң Петрус.* Мән җамаитимни бу таш үстигә қуримән. Униң үстидин өлүмниң күчиму ғалип келәлмәйду. 19Асманниң Падишалиғиниң ачқучлирини саңа беримән. Сениң йәр йүзидә йол қойғанлириң асмандиму йол қоюлуп болған болиду. Сениң йәр йүзидә йол қоймиғанлириң асмандиму йол қоюлмиған болиду, — деди. 20Бу сөзләрдин кейин һәзрити Әйса шагиртлириға Өзиниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди.

 Һәзрити Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини алдин-ала ейтиши

 21Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Өзиниң Йерусалимға кетиши, ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири тәрипидин көп азап-оқубәт тартиши, өлтүрүлүши вә үчинчи күни тирилдүрүлүши керәклигини шагиртлириға уқтурушқа башлиди.

 22Бу гәпни аңлиған Петрус һәзрити Әйсани бир чәткә тартип, Уни әйипләп:

 — Я Рәббим, немишкә бундақ хиялда болисиз? Бешиңизға бундақ ишлар әсла кәлмәйду! — деди.

 23Лекин һәзрити Әйса Петрусқа қарап:

 — Йоқал көзүмдин, шәйтандәк сөзләватисән! Сән Маңа путли­кашаң, сениң ойлиғанлириң Худаниң әмәс, инсанниң хиялидур, — деди.

 24Кейин һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди:

 — Кимду-ким Маңа әгишишни халиса, өз хаһишидин ваз кечип, өзиниң чапрас яғичини көтирип, Маңа әгәшсун! 25Чүнки өзи үчүнла яшайдиғанлар әксичә һаятидин мәһрум болиду. Бирақ өз хаһишидин ваз кечип, Мениң үчүн яшайдиғанлар һаятлиққа еришиду. 26Бир адәм пүтүн дунияға егә болуп һаятидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! Немини төләпму һаятлиққа еришкили болсун?! 27Инсан Оғли болған Мән Атамниң шан-шәриви ичидә периштәлири билән келип, һәммә адәмниң өз әмәлиятиға чушлуқ җавап қайтуримән. 28Билип қоюңларки, бу йәрдә турғанларниң бәзилири Инсан Оғлиниң Өз Падишалиғи ичидә кәлгәнлигини көрмигичә өлмәйду.*



*4. 12:39-40қа караңлар.

*18. Петрус— «таш» дегән мәнани билдүриду.

*28. Бу сөз бир һәптидин кейин йүз бәргән, йәни 17-бапта тәсвирләнгән вақиәгә яки һәзрити Әйса өлтүрүлгәндин кейин шагиртлириға қайта көрүнгән вақиәгә қаритилған.



 

17

 Һәзрити Әйсаниң нурға чөмүши

 1Алтә күндин кейин һәзрити Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннанила елип, егиз бир таққа чиқти. 2У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди. 3Тосаттин шагиртларға Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәрниң һәзрити Әйса билән сөзлишиватқанлиғи көрүнди. 4Петрус һәзрити Әйсаға:

 — Әй Рәббим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Халисиңиз, бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә тәвә дәп, бу йәргә үч кәпә ясай, — деди.

 5Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди.

 6Шагиртлар буни аңлап, интайин қорқушқан һалда йәргә дүм йетивалди. 7Бирақ һәзрити Әйса келип, уларға қолини тәккүзүп:

 — Қопуңлар, қорқмаңлар, — деди. 8Улар бешини көтирип қари­веди, һәзрити Әйсадин башқа һеч ким көрүнмиди.

 9Тағдин чүшүветип, һәзрити Әйса уларға:

 — Инсан Оғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлириңларни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди.

 10Андин шагиртлири Униңдин:

 — Тәврат устазлири немә үчүн: «Илияс пәйғәмбәр Қутқазғучи-Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк», дейишиду? — дәп сорашти.

 11Һәзрити Әйса җававән:

 — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға кәлтүриду. 12Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиғанлиқтин, униңға қилмиған әскилиги қалмиди. Худди шуниңдәк, улар Инсан Оғлиғиму азап салиду, — деди. 13Шу чағда шагиртлар һәзрити Әйсаниң Илияс пәйғәмбәрни тилға елиш арқилиқ чөмүлдүргүчи Йәһияни көрситиватқанлиғини чүшәнди.

 Җин чаплашқан балиниң сақайтилиши

 14Улар көпчиликниң йениға барғинида, бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип:

 15— Тәхсир, оғлумниң һалиға йәткәйсиз! Балиниң тутқақлиқ кесили болғачқа, һали бәк харап, дайим отниң яки суниң ичигә чүшүвалиду. 16Уни шагиртлириңизға елип кәлгән едим, сақайтал­миди, — деди.

 17— Әй етиқатсиз вә бузулған әвлат! Мән силәрниң Маңа ишәнми­гән­лигиңларға йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса, — балини алдимға елип келиңлар.

 18Һәзрити Әйса җинға буйруқ қилди. Шуниң билән җин балидин чиқип кәтти, балиму шу ан сақайди.

 19Кейин һәзрити Әйса ялғуз қалғанда, шагиртлар Униң йениға келип:

 — Биз немә үчүн җинни һайдалмидуқ? — дәп сорашти.

 20— Ишәнчиңлар аҗиз болғанлиғи үчүн, билип қоюңларки, силәрдә қича уруғидәк көләмдә болсиму ишәнч болсиди, әву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч», десәңлар, көчкән болатти. Ишәнчиңлар болса, қолуңлардин һеч иш қечип қутулалмайду. { 21Бирақ бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш биләнла һайдиғили болиду, — деди һәзрити Әйса уларға.}

 Һәзрити Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини иккинчи қетим ейтиши

 22-23Улар Җәлилийә өлкисидә җәм болғанда, һәзрити Әйса уларға:

 — Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду, лекин үчинчи күни тирилиду, — деди. Бу сөз шагиртларни ғәм-қайғуға салди.

 Ибадәтхана беҗини тапшуруш

 24Һәзрити Әйса шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә кәлги­нидә, ибадәтхана беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип:

 — Устазиңлар ибадәтхана беҗини төлимәмду? — дәп сориди.

 25— Төләйду, — деди Петрус.

 Петрус өйгә кәлгәндә, у техи бир немә демәстинла һәзрити Әйса униңдин:

 — Симун, сениңчә дуниядики падишалар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрзәнтлиридинму яки башқилардинму? — дәп сориди.

 26Петрус:

 — Башқилардин, — дейиши билән, һәзрити Әйса:

 — Ундақта, пәрзәнтләр баҗдин хали болиду. 27Бирақ баҗ жиққучи­ларниң чишиға тәгмәйли, көлгә берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқниң ағзини ачсаң, бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип иккимизниң беҗи үчүн уларға бәр, — деди.


18

 Асманниң Падишалиғидики әң улуқ киши

 1Бу чағда һәзрити Әйсаниң шагиртлири Униң йениға келип:

 — Асманниң Падишалиғида ким әң улуқ? — дәп сориди.

 2Һәзрити Әйса йениға кичик бир балини чақирип, уни оттурида турғузуп, мундақ деди:

 3— Билип қоюңларки, яман йолуңлардин йенип, кичик балилардәк сәби болмисаңлар, Асманниң Падишалиғиға һәргиз кирәлмәйсиләр. 4Ким өзини кичик балилардәк төвән тутса, у Асманниң Падиша­лиғида әң улуқ болиду. 5Ким Мени дәп, бундақ кичик балиларни қобул қилса, Мени қобул қилған болиду! 6Лекин кимду-ким Маңа ишәнгән бундақ кичикләрдин бирини гунаға аздурса, шу адәм үчүн ейтқанда бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизниң әң чоңқур йеригә чөктүрүлгини әвзәл. 7Инсанни гунаға аздуридиған қапқанлар түпәйлидин, бу дунияниң адәмлириниң һалиға вай! Бундақ қапқанлардин қечип қутулғили болмайду, лекин шу қапқанларни қурғучиниң һалиға вай!

 8Әгәр қолуң яки путуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташла. Икки қолуң яки икки путуң бар һалда мәңгү өчмәс дозақ отиға ташлан­ғиниңдин көрә, чолақ яки току һалда мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл. 9Әгәр көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташла. Икки көзүң бар һалда мәңгү өчмәс дозақ отиға ташланғиниңдин көрә, бирла көзүң билән болсиму мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл.

 Азған қой тоғрисидики тәмсил

 10— Бу сәбиләрниң һәр қандақ биригиму сәл қараштин сақли­ниңлар. Шуни ейтайки, уларниң асмандики периштәлири асмандики Атам Худаниң җамалини һәр дайим көрүп туриду. 11Инсан Оғли азған адәмләрни қутқузғили кәлди.

 12Ойлап беқиңларчу? Бир адәмниң йүз туяқ қойи болуп, униңдин бири адишип қалса, у тохсән тоққуз қойни таққа ташлап, һелиқи адашқан қойини издимәмду? 13Билип қоюңларки, әгәр уни тепивалса, у қой үчүн болған хошаллиғи адашмиған тохсән тоққузи үчүн болған хошаллиғидин чоң болиду. 14Шуниңға охшаш, асмандики Атаңларму бу сәбиләрниң һеч қайсисиниң езип қелишини халимайду.

 Хаталиқ өткүзгән қериндишиға болған муамилә

 15— Әгәр қериндишиң гуна өткүзүп қойса, униң йениға берип гунасини көрситип бәр. Һәр қандақ иш иккиңларниң арисидила қалсун. Қериндишиң сөзүңни аңлиса, униң билән яришивалған болисән. 16Лекин аңлимиса, сениң ейтқанлириңниң гувачиси болуш үчүн йәнә бир-икки кишини елип, униң йениға барғин. Һәммә ишта икки-үч адәм гувачи болсун. 17Әгәр қериндишиң уларниң сөзигә қулақ салмиса, әһвални мәсиһийләр җамаитигә уқтуруп қой. Әгәр уларниңкигиму қулақ салмиса, уни бутпәрәс яки инсапсиз баҗгир қатарида көр.

 18Билип қоюңларки, силәрниң йәр йүзидә йол қойғанлириңлар асмандиму йол қоюлуп болған болиду. Силәрниң йәр йүзидә йол қоймиғанлириңлар асмандиму йол қоюлмиған болиду. 19Шуни йәнә билип қоюңларки, йәр йүзидә араңлардин икки киши бир нийәт, бир мәхсәттә бир нәрсини тиләп дуа қилса, асмандики Атам уларниң тилигини иҗавәт қилиду. 20Чүнки икки яки үч киши Мениң намим билән қәйәрдә җәм болса, Мәнму шу йәрдә уларниң арисида болимән.

 Шәпқәтсиз чакар

 21Бу чағда Петрус һәзрити Әйсаниң алдиға келип:

 — Әй Рәббим, қериндишимниң мениң алдимда өткүзгән қанчә қетимлиқ гунайини кәчүрүшим керәк? Йәттә қетимму? — деди.

 22Һәзрити Әйса униңға:

 — Билип қойғинки, йәттә қетим әмәс, йәтмиш йәттә қетим. 23Демәк, Асманниң Падишалиғи чакарлири билән һесап-китап қилмақ­чи болған бир падишаға охшайду. 24Падиша һесап-китавини башлиғинида, униңға миллионлиған күмүч тәңгә қәриздар болған бир чакар кәлтүрүлүпту. 25Чакарниң төләш мүмкинчилиги болмиған­лиқ­тин, падиша униңға өзини, хотун бала-җақиси вә бар-йоқини сетип, қәрзини төләшни буйрупту. 26Чакар йәргә тизлинип туруп, ғоҗайини падишаға: «Маңа кәңчилик қилғайла, пүтүн қәрзимни чоқум төләймән», дәп ялвурупту. 27Ғоҗайининиң чакарға ичи ағрип, қәрзини кәчүрүм қилип, уни қоюп берипту.

 28Лекин чакар у йәрдин чиқип, өзигә бир нәччә тәңгә қәриздар болған йәнә бир чакарни учритипту. Уни тутувелип, бойнини сиқип туруп: «Қәрзиңни төлә», дәпту. 29Бу чакарму йәргә тизлинип туруп: «Маңа кәңчилик қил, қәрзимни чоқум төләймән», дәп ялвурупту. 30Лекин баштики чакар буни рәт қипту вә уни зинданға ташлитип: «Пүтүн қәризни төлимигичә, зинданда ятисән», дәпту. 31Бу әһвални уқуп ичи интайин ағриған башқа чакарлар ғоҗайининиң алдиға берип, әһвални баштин-ахир хәвәр қипту.

 32Буниң билән ғоҗайин чакарни чақиртип: «Әй яман чакар, маңа ялвурғанлиғиң үчүн шунчә көп қәрзиңни кәчүрдүм. 33Мән саңа ич ағритқинимдәк, сәнму чакар бурадириңгә ич ағритишиң керәк едиғу?» дәпту. 34Буниң билән ғәзәпләнгән ғоҗайин уни пүтүн қәрзини төлигичә зинданда ятқузуш үчүн, вәһши гундипайларға тапшуруп берипту.

 35Шуниңға охшаш, әгәр һәммиңлар қериндашлириңларни дилиң­лар­дин кәчүрмисәңлар, асмандики Атамму силәрни кәчүрмәйду.


19

 Талақ қилиш тоғрисида

 1Һәзрити Әйса бу сөзләрни ейтип болғандин кейин, Җәли­лийә өлкисидин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. 2Зор бир топ адәм Униңға әгишип кәлгән еди. Һәзрити Әйса уларниң арисидики кесәлләрни шу йәрдила сақайтти.

 3Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Униңға қапқан қуруш мәхситидә Униңдин:

 — Бир адәмниң һәр қандақ бир сәвәп билән аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.

 4Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди:

 — Тәвратни оқумидиңларму? Яратқучи бурунла инсанларниң бир гәвдә болуши үчүн, уларни «Әр вә аял қилип яратти» вә 5«Бир адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур», деди. 6Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бир тәндур. Шуниң үчүн Худа қошқанни инсан айримисун.

 7Пәрисийләр һәзрити Әйсадин:

 — Ундақта, Муса пәйғәмбәр немә үчүн Тәврат қанунида әрләрниң өз аяллириға бир парчә талақ хетини берипла уларни талақ қилса болидиғанлиғини ейтти? — дәп сорашти.

 8Һәзрити Әйса уларға:

 — Тәрсалиғиңлардин Муса пәйғәмбәр аяллириңларни талақ қилса рухсәт қилған. Бирақ аләм яритилғанда бундақ әмәс еди. 9Билип қоюңларки, аялини җинсий әхлақсизлиқтин башқа бирәр сәвәп билән талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду.

 10Шагиртлар һәзрити Әйсаға:

 — Әгәр әр билән аял оттурисидики мунасивәт шундақ болса, ундақта өйләнмәслик яхши екән, — деди.

 11Һәзрити Әйса уларға:

 — Бу дегәнликни һәммила адәм әмәс, пәқәт Худа несип қилған­ларла қобул қилалайду. 12Өйләнмәйдиған кишиләр хилму-хилдур. Бәзиләр туғма җинсий қабилийити аҗизлар, бәзиләр башқилар тәрипидин пичиветилгәнләр, йәнә бәзиләр Асманниң Падишалиғи үчүн өйлиништин ваз кәчкәнләрдур. Бу дегәнликни қобул қилалай­диғанлар қобул қилсун! — деди.

 Һәзрити Әйсаниң кичик балиларға бәхит тилиши

 13Қолини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балили­рини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Бирақ шагиртлар уларни әйиплиди. 14Һәзрити Әйса:

 — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Асманниң Падишалиғиға киридиғанлар дәл мошуларға охшашлардур, — деди. 15Һәзрити Әйса қоллирини уларға тәккүзүп бәхит тилигәндин кейин, у йәрдин кәтти.

 Мүлүкдардики мүшкүлат

 16Бир күни бир жигит һәзрити Әйсаниң алдиға келип:

 — Устаз, мән қандақ яхши ишларни қилсам, мәңгүлүк һаятқа ериши­мән? — дәп сориди.

 17Һәзрити Әйса униңға:

 — Яхшилиқ тоғрисида немишкә Мәндин сорайсиз? Яхши болғу­чидин пәқәт Аирила бар. Мәңгүлүк һаятқа еришмәкчи болсиңиз, Униң әмирлирини ада қилиң, — деди.

 18— Қайси әмирләрни дәйсиз? — дәп сориди һелиқи жигит.

 Һәзрити Әйса мундақ деди:

 — Қатиллиқ қилма, нека садиқлиғини бузма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, 19ата-анаңға һөрмәт қил вә хошнаңни өзәңни сөйгән­дәк сөй.

 20— Буларниң һәммисигә әмәл қилип келиватимән. Булардин башқа йәнә немиләрни қилишим керәк? — дәп сориди жигит.

 21Һәзрити Әйса униңға:

 — Әгәр кам-котисиз болушни халисиңиз, берип барлиқ мал-мүлки­ңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз, асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң, — деди.

 22Бу сөзни аңлиған жигит қайғу ичидә у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди. 23Һәзрити Әйса шагирт­лириға:

 — Билип қоюңларки, байларниң Асманниң Падишалиғиға кириши тәс. 24Йәнә шуни ейтайки, уларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс! — деди.

 25Буни аңлиған шагиртлар бәкму һәйран болушуп:

 — Ундақта, ким қутқузушқа еришәләйду? — дәп сорашти.

 26Һәзрити Әйса уларға қарап:

 — Бу инсанларниң қолидин кәлмәйду, лекин Худа һәммигә қадирдур, — деди.

 27Буниң билән Петрус Униңдин:

 — Мана биз һәммини ташлап Сизгә әгәштуқ! Биз буниңдин немигә еришимиз? — дәп сориди.

 28Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:

 — Билип қоюңларки, йеңи дуния йетип келип, Инсан Оғли шан­лиқ тәхтидә олтарғинида, силәр — Маңа әгәшкәнләр он икки тәхттә олтирип, исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүмранлиқ қилисиләр. 29Мени дәп өйлири, қериндашлири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси йоқатқанлиридин йүз һәссә артуғираққа еришип, мәңгүлүк һаяттин һөзүрлиниду. 30Лекин шу чағда нурғун алдинқи қатардикиләр ахирқилар болиду, нурғун ахирқилар алдинқи қатарға чиқиду.


20

 Үзүмзарлиқтики ишчилар

 1Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп, мундақ деди:

 — Чүнки Асманниң Падишалиғи бир йәр егисигә охшайду. Йәр егиси үзүмзарлиғида ишләшкә адәм яллаш үчүн таң сәһәрдә сиртқа чиқипту. 2У ишчиларниң күнигә бир күмүч тәңгидин беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту.

 3Саат тоққуз әтрапида у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар жүргән башқа кишиләрни көрүпту. 4Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар, һәққиңларни мувапиқ беримән», дәпту. 5Улар үзүмзарлиққа берипту. Чүш вақтида вә чүштин кейин саат үчләрдә у қайта чиқип, йәнә шундақ ишчилардин бир нәччини яллапту. 6Саат бәшләрдә чиққинида, у йәрдә турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: «Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар жүрисиләр?» дәп сорапту. 7«Бизни һеч ким яллимиди», дәп җавап қайтурупту улар. «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар», дәпту йәр егиси уларға.

 8Кәчқурунлуғи йәр егиси ғоҗидарға: «Ишчиларни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәр», дәпту. 9Чүштин кейин саат бәштә ишқа чүшкән­ләр келип, ғоҗидардин бир күмүч тәңгидин елишипту. 10Әң авал ишқа чүшкәнләр техиму көп иш һәққи алимизғу, дәп ойлишипту. Бирақ уларға новәт кәлгәндә, ғоҗидар уларғиму бир күмүч тәңгидин берипту. 11Улар иш һәққини алғандин кейин, йәр егисидин рәнҗип: 12«Кейин кәлгәнләр пәқәт бир саатла ишлиди, бирақ сиз уларға күн бойи қаттиқ иссиқта азап чәккән бизгә охшаш һәқ бәрдиңиз!» дейишипту. 13Йәр егиси уларниң биригә мундақ җавап қайтурупту: «Бурадәр, саңа наһәқлиқ қилғиним йоқ! Сән билән бир күмүч тәңгигә келишмигәнмидуқ? 14Һәққиңни елип қайтип кәткин, кейин кәлгәнләргиму саңа охшаш бәрсәм немә бопту? 15Өз пулумни өзәм билгәнчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Мәртлигимни көрәлмәйватамсән йә?»

 16Демәк, ахирқи болғанлар кәлгүсидә алдинқилар болиду, алдинқи болғанлар кәлгүсидә ахирқилар болиду.

 Һәзрити Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини йәнә алдин-ала ейтиши

 17Һәзрити Әйса Йерусалимға кетиветип, йолда он икки шагир­тини бир чәткә тартип, уларға мундақ деди:

 18— Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җазасиға мәһкүм қилип, 19римлиқларға тапшуруп бериду. Римлиқ­лар Уни мәсқирә қилип, қамчилап, чапрас яғачқа* миқлайду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду.

 Бир аниниң тәливи

 20Шу чағда Зәбәдийниң аяли он икки шагирт ичидики икки оғлини елип, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди вә Униңға тазим қилип туруп, бир тәливи барлиғини ейтти.

 21— Немә тәливиңиз бар? — дәп сориди һәзрити Әйса.

 Аял Униңға:

 — Қобул қилғайсиз, Сизниң Падишалиғиңизда бу икки оғлумдин бири оң йениңизда, бири сол йениңизда олтарсун, — деди.

 22— Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини ичәләмсиләр?*

 — Ичәләймиз, — дейишти улар.

 23Һәзрити Әйса уларға:

 — Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә ортақ болисиләр. Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиңларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Атам у орунларни кимләргә тәйярлиған болса, шулар олтириду.

 24Буниңдин хәвәр тапқан башқа он шагирт бу икки қериндишидин хапа болди. 25Лекин һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди:

 — Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмранлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду.

 26Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун. 27Ким алдинқиси болушни халиса, у қалғанларниң қули болсун. 28Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.

 Һәзрити Әйсаниң икки қарғуни сақайтиши

 29Улар Ериха шәһиридин чиққанда, топ-топ кишиләр һәзрити Әйсаға әгишип маңди. 30Йол бойида олтарған икки қарғу һәзрити Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқинини аңлап:

 — Әй тәхсир, падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп вақириди.

 31Көпчилик уларни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин улар:

 — Я Рәббим, әй падиша Давутниң Әвлади, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп техиму үнлүк вақириди.

 32Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип, уларни чақирип:

 — Мәндин немә тәләп қилисиләр? — дәп сориди.

 33— Я Рәббим, көзлиримизни ачқайсиз! — дейишти улар.

 34Уларға ич ағритқан һәзрити Әйса уларниң көзлиригә қолини тәккүзгән еди, көзлири шу ан ечилип кәтти. Улар һәзрити Әйсаға әгишип маңди.



*19. Чапрас яғач — римлиқларниң бирәр җинайәт қилған адәмни миқлап өлтүрүш үчүн қоллинидиған қошуш бәлгүсидә уланған икки яғачтин ибарәт болған җазалаш түврүги.

*22. Бу айәттә һәзрити Әйсаниң тартидиған азап-оқубити вә чапрас яғачтики өлүми көздә тутулған.



 

21

 Һәзрити Әйсаниң тәнтәнә билән Йерусалимға кириши

 1Һәзрити Әйса шагиртлири билән Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи йезисиға кәлгинидә, 2һәзрити Әйса икки шагиртини мундақ дәп алдин-ала әвәтти:

 — Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. У йәрдә бағлақлиқ бир ешәк вә униң йенидики бир тәхәйни көрисиләр. Уларни йешип алдимға йетиләп келиңлар. 3Бирси силәргә бир немә десә, «Рәббимизниң буларға һаҗити чүшти», дәңлар. Уму дәрһал тәливиң­ларға қошулиду.

 4Бу вақиә пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған мону сөзләрни әмәлгә ашурди:

5«Йерусалим хәлқигә ейтиңлар:

‹ Мана Падишариңлар келиватиду,

У кичик пеиллиқ билән бир ешәккә,

Тәхәйгә минип,

Силәрниң йениңларға келиватиду › ».

 6Һелиқи икки шагирт берип һәзрити Әйсаниң дегинидәк қилди. 7Ешәк билән тәхәйни йетиләп келип, үстилиригә чапанлирини салди вә һәзрити Әйсани үстигә миндүрди. 8Нурғун кишиләр чапанлирини йолға паяндаз қилип салди. Бәзилири дәрәқ шахлирини кесип йолға яйди. 9Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкән халайиқ:

«Падиша Давутниң Әвлади үчүн Худаға шүкүр!

Пәрвәрдигаримизниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун!

Әң бүйүктики Худаға шүкүрләр ейтилсун!» дәп вақиришатти.

 10Һәзрити Әйса Йерусалимға киргәндә, пүтүн шәһәр һаяҗанға кәлди. Кишиләр:

 — Бу кимду? — дейишәтти.

 11Халайиқ:

 — Бу Җәлилийә өлкисиниң Насирә шәһиридин болған Әйса пәйғәмбәр, — дәп җавап беришәтти.

 Һәзрити Әйсаниң мәркизий ибадәтханини тәртипкә селиши

 12Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана* һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларниң һәммисини һайдап чиқарди. Пул тегишидиғанларниң покәйлирини вә кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүветип, 13уларға:

 — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп аталсун», дегән сөзи йезилған. Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландуруватисиләр! — деди.

 14Һәзрити Әйса ибадәтхана һойлилирида алдиға елип келингән қарғу вә токуларни сақайтти. 15Лекин алий роһанийлар билән Тәврат устазлири Униң яратқан мөҗүзилирини вә ибадәтханида: «Падиша Давутниң Әвлади үчүн Худаға шүкүр!» дәп җар салған балиларни көрүп ғәзәпләнди.

 16Улар һәзрити Әйсадин:

 — Бу балиларниң немә дәватқанлиғини аңлаватамсән? — дәп сориди.

 — Аңлаватимән, — деди һәзрити Әйса, — силәр Муқәддәс Язмилар­­дики: «Кичик балилар вә бовақларниң тиллиридин өзәңгә мәдһийиләр кәлтүрдүң», дегән сөзләрни зади оқумиғанму?

 17Андин һәзрити Әйса улардин айрилип, шәһәрдин чиқип Бәйта­ния йезисиға берип, кечини шу йәрдә өткүзди.

 Ишәнчниң күчи

 18Әтиси әтигәндә һәзрити Әйса шәһәргә қайтип кетиватқанда, қосиғи ечип кәткән еди. 19У йол бойидики бир түп әнҗир дәриғини көрүп, униң йениға барди. Дәрәқтә йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмай, дәрәққә қарап:

 — Буниңдин кейин мәңгү мевә бәрмигәйсән! — девиди, әнҗир дәриғи шу ан қуруп кәтти.

 20Буни көргән шагиртлар һәйран болуп:

 — Әнҗир дәриғи қандақчә бирдинла қуруп кәтти! — дәп сориди.

 21Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап қайтурди:

 — Билип қоюңларки, әгәр қилчә гуманланмай Худаға ишән­сәңлар, Мән әнҗир дәриғигә қилғанни силәрму қилалайсиләр. Һәтта бу таққа: «Қозғал, деңизға ташлан!» десәңларму, дегиниңлар иҗавәт болиду. 22Ишәнчиңлар болса, дуа билән тилигән һәр қандақ нәрсигә еришисиләр.

 Һәзрити Әйсаниң һоқуқиниң сүрүштүрүлүши

 23Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, киши­ләргә тәлим бериватқанда, алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Униң алдиға келип:

 — Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисиз? Сизгә бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сорашти.

 24Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:

 — Мән авал силәрдин бир соал сорай. Әгәр силәр җавап бәрсәңлар, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән. 25Йәһия пәйғәмбәргә чөмүлдүрүш һоқуқини ким бәргән? Худаму яки инсанларму?

 Улар өз ара муназирә қилишқа башлап:

 — Әгәр «Худа бәргән» десәк, У: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһияға ишәнмидиңлар?» дәйду. 26Әгәр: «Инсанлар бәргән» десәк, хәлиқниң ғәзивидин қорқмисақ болмайду, чүнки улар Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қарайду, — дейишти.

 27Буниң билән улар һәзрити Әйсаға:

 — Билмәймиз, — дәп җавап беришти.

 — Ундақта, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливат­қан­лиғимни ейтмаймән, — деди һәзрити Әйса уларға.

 Икки оғул тоғрисидики тәмсил

 28Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп:

 — Силәр бу ишқа қандақ қарайсиләр? Бир адәмниң икки оғли бар екән. У чоң оғлиға: «Оғлум, бүгүн үзүмзарлиққа берип ишлигин», дәпту. 29«Бармаймән», дәпту оғли, лекин кейин пушайман қилип йәнила берипту. 30У адәм иккинчи оғлиғиму шундақ дәпту. У: «Хоп, дада, барай», дәптую, лекин бармапту. 31Бу иккисиниң қайсиси атисиниң буйруғини орунлиған болиду?

 — Чоң оғли, — дәп җавап бәрди улар.

 Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:

 — Билип қоюңларки, инсапсиз баҗгирлар билән паһишиләр Худаниң Падишалиғиға силәрдин бурун кириду. 32Чүнки гәрчә Йәһия пәйғәмбәр силәргә һәққанийәт йолини көрсәткили кәлгән болсиму, силәр униңға ишәнмидиңлар; лекин баҗгирлар билән паһишиләр Униңға ишәнди. Силәр буни көрүп туруп, гунайиңларға товва қилип, Униңға ишәнмидиңлар.

 Яман иҗарикәшләр һәққидики тәмсил

 33— Йәнә бир тәмсил аңлаңлар: Бир йәр егиси бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шарави ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту. 34Үзүм үзүш вақти кәлгәндә өзигә тегишлик һосулни әкелиш үчүн, қуллирини иҗарикәшләрниң йениға әвәтипту. 35Лекин иҗарикәшләр қулларни тутувелип, бирини думбалапту, бирини өлтүрүветипту, йәнә бирини чалма-кесәк қипту. 36Йәр егиси бу қетим алдинқидинму көп қуллирини әвәтипту, бирақ иҗарикәшләр уларғиму шундақ муамилә қипту. 37Ахирда йәр егиси «Оғлумниғу һөрмәт қилар», дәп уни әвәтипту. 38Лекин иҗарикәшләр йәр егисиниң оғлини көрүп, өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветип үзүмзар­лиғини егиләвалайли», дейишипту. 39Шундақ қилип, уни тутуп үзүмзар­лиқниң сиртиға сөрәп ачиқип өлтүрүветипту.

 40Бундақ әһвалда үзүмзарлиқниң ғоҗайини кәлсә, иҗарикәшләрни қандақ қилиду?

 41Улар һәзрити Әйсаға:

 — Бу вәһши адәмләрни дәһшәтлик өлүмгә мәһкүм қилиду. Үзүмзар­лиқни болса иҗарисини өз вақтида тапшуридиған кишиләргә иҗаригә бериду, — дәп җавап беришти.

 42Һәзрити Әйса улардин сориди:

 — Зәбурдики мону сөзләрни зади оқумиғанмидиңлар?

«Қурулушчилар ташлавәткән Таш

Қурулушниң һул Теши болуп қалди.

Бу Пәрвәрдигар тәрипидиндур,

Биз үчүн әҗайип бир иштур».

 43Билип қоюңларки, силәр шу сәвәптин Худаниң Падишалиғидин мәһрум қилинисиләр, Худаниң ирадиси бойичә яшайдиған кишиләр униңға егә болиду. 44Бу «Ташқа» жиқилған киши парә-парә болуп кетиду. «Таш» кимниң үстигә чүшсә, шуни кукум-талқан қиливетиду.

 45Алий роһанийлар вә пәрисийләр һәзрити Әйсаниң ейтқан тәмсил­лирини аңлап, уларни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди. 46Уни тутушни ойлисиму, хәлиқтин қорқушти, чүнки хәлиқ Уни пәйғәмбәр, дәп қаратти.



*12. Мәркизий ибадәтхана — әйни чағда йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири болуп, бу йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Худаниң әмри бойичә пәқәт Йерусалимдики мәркизий ибадәтханидила қурванлиқ қилиш тоғра болатти.



 

22

 Той зияпити тоғрисидики тәмсил

 1Һәзрити Әйса уларға йәнә тәмсил билән мундақ деди:

 2— Асманниң Падишалиғи худди бир падишаниң оғли үчүн тәйярлиған той зияпитигә охшайду. 3Той күни падиша зияпәткә тәклип қилинған меһманларни чақириш үчүн чакарлирини әвәтипту, лекин меһманлар келишни халимапту. 4Буниң билән падиша йәнә башқа чакарлирини әвәтип, уларға: «Меһманларға: ‹ Қараңлар, зияпәт тәйяр болди. Өкүз вә семиз маллар союлди, һәммә нәрсә тәйяр, зияпәткә мәрһәмәт! › дәңлар», дәп тапилапту. 5Бирақ меһманлар уларниң сөзлирини етиварға алмай, бири етизиға кәтсә, йәнә бири тиҗаритигә кетипту. 6Қалғанлири һелиқи чакарларни тутувелип, қаттиқ уруп өлтүрүветипту. 7Ғәзәпкә кәлгән падиша ләшкәрлирини чиқирип, у қатилларни йоқитип, уларниң шәһиригә от қоюветипту. 8Андин чакарлириға: «Той зияпити тәйяр, лекин чақирилғанлар лайиқ болуп чиқмиди. 9Әнди силәр йол қийилишлириға берип, учратқанла адәмләрниң һәммисини тойға тәклип қилиңлар», дәпту. 10Буниң билән чакарлар йол қийилишлириға чиқип, яхши боламду, яман боламду, учратқанла адәмләрниң һәммисини жиғипту. Той болған орун меһманлар билән толупту.

 11Падиша меһманлар билән көрүшкили кәлгәндә, у йәрдә той кийимини киймигән бир кишини көрүпту. 12Падиша униңдин: «Бурадәр, той кийимини киймәй, бу йәргә қандақ кирдиң?» дәп сорапту, бирақ у киши һеч қандақ җавап берәлмәпту. 13Падиша чакарлириға: «Униң пут-қоллирини бағлап, ташқириға, қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәргә ташланғанлар һәсрәттә жиғлап, чиш­лирини ғучурлитиду», дәпту.

 14Ахирда һәзрити Әйса:

 — Тәклип қилинғанлар көп, лекин талланғанлар аз, — деди.

 Баҗ тапшуруш мәсилиси

 15Буниң билән пәрисийләр у йәрдин кетип, қандақ қилип һәзрити Әйсани Өз сөзлири билән қапқанға чүшириш һәққидә мәслиһәтләшти.

 16Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип:

 — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худа­ниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз. 17Қени, ейтип бәргәйсиз, Рим импера­ториға баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму қандақ?* — дейишти.

 18Уларниң яман нийитини билгән һәзрити Әйса:

 — Әй сахтипәзләр, немишкә Мени сөзүм арқилиқ илиндурмақчи болуватисиләр? 19Баҗға тапшуридиған пулуңларни Маңа көрситиң­ларчу, — деди. Улар бир данә күмүч тәңгә әкәлди. 20Һәзрити Әйса улардин:

 — Буниң үстидики сүрәт вә исим кимниң? — дәп сориди.

 21— Рим императори Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар.

 — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға.

 22Улар бу сөзни аңлап, һәйран болуштидә, һәзрити Әйсаниң йени­дин кетип қалди.

 Тирилишкә мунасивәтлик мәсилә

 23Шу күни өлгәнләр тирилмәйду, дәп қарайдиған садуқий диний еқимидикиләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип:

 24— Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши пәрзәнт көрмәй өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп тәлим бәргән. 25Бурун бу йәрдә йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин аләмдин өтти. Пәрзәнт көрмигәнликтин, кәйнидики иниси йәңгисини әмригә алди. 26Бирақ уму пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүп, аяли кәйнидики инисиға ятлиқ болди. Бу иш таки йәттинчи инисиғичә давамлашти. 27Ахирда у аялму аләмдин өтти. 28Әнди сорайдиғинимиз шуки: Қиямәт күни бу аял йәттә ака-укидин қайсисиниң аяли болуп тирилиду? Чүнки уни һәммиси әмригә алғандә!

 29Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди:

 — Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигән­лигиңлар үчүн хаталишисиләр. 30Өлүмдин тирилгәндин кейин, инсанлар асмандики периштәләргә охшаш, хотун алмайду, әргә тәгмәйду. 31Өлүмдин тирилиш мәсилиси һәққидә Худаниң силәргә дегән сөзини оқумидиңларму? Әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар аллибурун аләмдин өткән болсиму, Худа уларни тирик һесаплап, 32«Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән!» дәйду. Демәк, Худа өлүкләрниң әмәс, тирикләрниң Худасидур.

 33Буларни аңлиған хәлиқ Униң тәлимидин һаң қетип қелишти.

 Әң муһим әмир

 34Пәрисийләр һәзрити Әйсаниң садуқийларниң ағзини тувақлиған­лиғини аңлап, бир йәргә җәм болушти. 35Уларниң арисидики бир Тәврат устази һәзрити Әйсани синаш мәхситидә Униңдин:

 36— Устаз, Тәврат қанунидики әң муһим әмир қайси? — дәп сориди.

 37Һәзрити Әйса униңға мундақ деди:

 — «Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң билән сөйгин». 38Алдинқи вә әң муһим әмир мана шу. 39Униңға охшаш муһим йәнә бир әмир болса «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй». 40Пүтүн Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири бу икки әмирни асас қилған.

 Қутқазғучи-Мәсиһниң салаһийити

 41Пәрисийләр топлишип турғанда, һәзрити Әйса улардин:

 42— Қутқазғучи-Мәсиһ тоғрисида немә ойлаватисиләр? У кимниң Әвлади? — дәп сориди.

 — Давут падишаниң Әвлади, — дейишти улар.

 43Һәзрити Әйса мундақ деди:

 — Ундақта, немә үчүн Давут падиша Муқәддәс Роһниң илһами билән Қутқазғучи-Мәсиһни «Ғоҗайиним» дәп атайду? Давут Зәбурда мундақ дегәнғу:

44«Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики:

‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни

Айиғиң астида дәссәткүчә,

Мениң оң йенимда олтарғин! › »

 45Қутқазғучи-Мәсиһ падиша Давутниң Әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Ғоҗайиним» дегән йәрдә Мәсиһ униңдин улуқ болмамду?!

 46Һәзрити Әйсаға һеч ким гәп қайтуралмиди. Шу күндин етиварән, һеч ким Униңдин соал сорашқа петиналмиди.



*17. Әйни вақитта йәһудийлар римлиқларниң зулуми астида яшаватқан болуп, әгәр һәзрити Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәп азатлиқ­ни издигән кишиләргә яқматти. Мабада кишиләрни баҗ тапшурмаслиққа чақирса, Рим империясиға қарши чиққан болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ һәзрити Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, Униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.



 

23

 Сахтипәзләрниң әйиплиниши

 1Шуниңдин кейин һәзрити Әйса халайиққа вә шагиртлириға мундақ деди:

 2— Тәврат устазлири вә пәрисийләргә Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүши­рилгән Тәврат қануниға тәбир бериш һоқуқи берилгән. 3Шуңа уларниң сөзлирини аңлап, дегәнлирини қилиңлар, лекин қилғанли­рини қилмаңлар. Чүнки улар өзлириниң дегинигә өзлири әмәл қилмайду. 4Улар қаттиқ диний қаидилири арқилиқ еғир жүкләрни башқиларниң зиммисигә артип қойиду. Лекин өзлири бу жүкләрни көтиришкә бармақлирини мидирлитишниму халимайду. 5Улар һәммә ишларни башқиларға көз-көз қилиш үчүнла қилиду. Өзлирини садақәтмән көрситиш үчүн, айәт қутисиниң* чоңини чигивелип, тонлириниң чучилирини* узун саңгилитип қойиду. 6Зияпәтләрдә төрдә, ибадәтханиларда алаһидә орунда олтиришқа амрақ келиду. 7Базарларда кишиләрниң өзлирини һөрмәтләп салам бериши вә «устаз» дәп атишидин һөзүрлиниду.

 8Бирақ силәр «устаз» дәп атилишқа көнмәңлар. Чүнки силәрниң ялғуз бирла Устазиңлар бар. Униң үстигә, һәммиңлар бир-бириңларға қериндаш. 9Йәр йүзидә һеч қандақ кишини һөрмәтләп «атам» демәңлар, чүнки пәқәт бирла Атаңлар бар. У болсиму асмандики Атаңлардур. 10Силәр «ғоҗайин» дәп атилишқиму көнмәңлар, чүнки пәқәт бирла Ғоҗайиниңлар бар. У болсиму Қутқазғучи-Мәсиһтур. 11Араңларда әң мәртивилик болған киши қалғанларға хизмәт қилсун. 12Өзини үстүн тутқини төвән қилиниду, төвән тутқини үстүн қилиниду.

 13Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр Асманниң Падишалиғиниң ишигини инсанлар үчүн тақидиң­лар! Йә өзәңлар киришни ойлимидиңлар, йә киришни истигән­ләрниң киришигә йол қоймидиңлар.

 { 14Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр тул аяллардин пайда елип, уларниң мал-мүлкини йәйсиләр. Андин башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилисиләр. Шуңа техиму еғир җазаға тартилисиләр.}

 15Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр бирәр адәмни диний еқимиңларға киргүзүш үчүн, йәр-җаһанни айлинип чиқисиләр. Бирақ у киши еқимиңларға киргәндин кейин, силәр уни дозаққа киришкә өзәңларға қариғанда һәссиләп лайиқ қилип йетиштүрүп чиқисиләр.

 16Һалиңларға вай, әй қарғу йолбашчилар! Силәр: «Ибадәтханини тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимигә әмәл қилмисиму болиду, бирақ ибадәтханидики алтунни тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимидә туруши керәк», дәйсиләр. 17Әй көзи кор ахмақлар! Алтун улуқму яки алтунни муқәддәс қилған ибадәтханиму? 18Силәр йәнә: «Қурванлиқ суписини тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимигә әмәл қилмисиму болиду, бирақ қурванлиқ суписидики қурванлиқларни тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимидә туруши керәк», дәйсиләр. 19Әй корлар! Қурванлиқ улуқму яки қурванлиқни муқәддәс қилған қурванлиқ суписиму? 20Шуниң үчүн қурванлиқ суписини тилға елип қәсәм қилғучи һәм қурванлиқ суписини һәм униңдики қурванлиқни тилға елип қәсәм қилған болиду. 21Ибадәтханини тилға елип қәсәм қилғучиму һәм ибадәтханини, һәм ибадәтханида болғучи Худани тилға елип қәсәм қилған болиду. 22Асманни тилға елип қәсәм қилғучи Худаниң тәхти вә тәхттә олтарған Худани тилға елип қәсәм қилған болиду.

 23Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр һәтта ялпуз, арпибәдиян вә зирәләрниң ондин бир үлүшини Худаға атайсиләрю, бирақ Тәврат қануниниң техиму муһим тәрәп­лири болған һәққанийлиқ, рәһимдиллик вә садиқлиққа сәл қарайсиләр. Алди билән бу ишларни орунлишиңлар керәк. Башқа ишларға кәлсәк, уларғиму сәл қарашқа болмайду. 24Әй қарғу йолбашчилар! Силәр чинәңләргә чүшкән кичиккинә пашиниму сүзүп еливетисиләр, лекин бирәр төгини пүтүн пети жүтиветисиләр!

 25Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр тешила пакиз жуюлған чинә-қачиларға охшайсиләр. Қолли­риң­ларни яхши жуйисиләр, бирақ ичиңлар ачкөзлүк вә шәхсийәтчилик билән толған.

 26Әй қарғу пәрисийләр! Авал чинә-қачиниң ичини паклаңлар, шундақта тешиму пак болиду.

 27Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр ақартип қоюлған, сиртқи көрүнүши чирайлиқ, лекин ичи өлүк устихан вә һәр хил чириған нәрсиләргә толған қәбирләргә охшайсиләр. 28Тешиңлардин кишиләргә дурус адәмләрдәк көрүнисиләр, лекин ичиңлар сахтипәзлик вә яманлиқ билән толған.

 29Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Пәйғәмбәрләрниң қәбирлирини ясидиңлар, адилларниң хатирә ташлирини безидиңлар. 30«Әҗдатлиримизниң заманида яшиған болсақ едуқ, уларниң пәйғәмбәрләрниң җениға замин болған қилмишлириға шерик болматтуқ», дәйсиләр. 31Демәк, «Әҗдатлиримиз» дегән сөзүңлар билән пәйғәмбәрләрни өлтүргәнләрниң нәврилири екәнлигиңларға өзәңлар гувалиқ бәрдиңлар. 32Шундақ екән, әҗдатлириңлар башлап бәргән ишни ада қилиңлар!

 33Әй зәһәрлик иланлар! Иланниң әвлатлири! Дозақ азавидин қандақму қутулаларсиләр? 34Мана шуниң үчүн силәргә пәйғәмбәрләр, данишмәнләр вә диний өлималарни әвәтип туримән. Силәр уларниң бәзилирини өлтүрисиләр, чапрас яғачқа миқлайсиләр, бәзилирини ибадәтханилириңларда қамчилитисиләр, шәһәрдин шәһәргә қоғлайси­ләр. 35Шундақ қилип, бегуна Һабилниң өлтүрүлүшидин тартип таки Бәрәкяниң оғли роһаний Зәкәрияниң мәркизий ибадәтханидики муқәддәс җай билән қурванлиқ суписиниң арилиғида өлтүрүлүшигичә болған һәммә бегуналарниң йәр йүзидә еқитилған қан қәризлиригә җавап берисиләр. 36Билип қоюңларки, шу қилмишларниң җазасиниң һәммиси мошу заманниң адәмлириниң бойниға чүшиду.

 Һәзрити Әйсаниң Йерусалим үчүн налә қилиши

 37— Әй йерусалимлиқлар! Пәйғәмбәрләр вә Худа әвәткән әлчиләрни чалма-кесәк қилип өлтүргән йерусалимлиқлар! Гоя мекиян өз җүҗилирини қанат астиға алғандәк, Мәнму силәрни қанчә қетим Өз қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр унимидиңлар. 38Мана әнди Худа ибадәтханаңлардин айрилип, силәрни ташлап кетиду. 39Шуни билип қоюңларки, силәр: «Рәббимиз әвәткән Қутқазғучиға мубарәк болсун!» дәп Маңа ишәнмигичә, Мени қайтидин көрәлмәйсиләр.



*5. Садақәтмәнликни билдүрүш үчүн пешанә яки үсти биләккә чигивелинидиған, ичигә Тәвраттин елинған айәтләр йезилған пүтүк селинған кичик қута.

*5. Йол маңғанда пулаңшип, Худаниң әмирлиригә әмәл қилишни әслитип туруш үчүн, улар тонлириға чуча тикип қоятти.



 

24

 Мәркизий ибадәтханиниң вәйран қилинишидин бешарәт

 1Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтханидин чиқип, қайтиш алди­да турғинида, шагиртлири Униң диққитини ибадәтхана бенали­риға тартмақчи болуп, Униң йениға келишти. 2Һәзрити Әйса уларға:

 — Мана буларни көрүватамсиләр? Билип қоюңларки, бу йәрдики һәммә нәрсә гумран қилиниду, һәтта бир тал һул тешиму җайида қалдурулмайду, — деди.

 Кәлгүси тоғрисидики бешарәтләр

 3Һәзрити Әйса Зәйтун теғида олтарғанда, шагиртлири астағина Униң йениға келип:

 — Бизгә ейтиңчу, бу дегәнлириңиз қачан йүз бериду? Сизниң вә заман ахириниң келишини билдүридиған қандақ бешарәтләр болиду? — дәп сорашти. 4Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап қайтурди:

 — Башқиларниң аздурушидин һошияр болуңлар. 5Чүнки нурғун кишиләр Мениң намимни ишлитип: «Қутқазғучи-Мәсиһ мән болимән», дәвелип, көп адәмләрни аздуриду. 6Силәр уруш хәвәрлири вә уруш параңлирини аңлайсиләр, булардин алақзадә болуп кәтмәңлар, чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлди, дегәнлик әмәс. 7Бир милләт йәнә бир милләт билән уруш қилиду. Бир дөләт йәнә бир дөләткә һуҗум қилиду. Нурғун җайларда ачарчилиқ вә йәр тәврәшләр йүз бериду. 8Мана бу ишларниң йүз бериши худди һамилдар аялниң толғиғиниң башланғиниға охшайду.

 9У чағда кишиләр силәрни тутуп, азап-оқубәткә селип өлтүриду, Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн пүткүл милләтләр силәрдин нәпрәт­линиду. 10У чағда нурғун кишиләр ишәнчидин таниду, бир-бирини тутуп бериду вә бир-биригә өчмәнлик қилиду. 11Нурғун сахта пәйғәмбәрләр мәйданға келип, нурғун кишиләрни аздуриду. 12Яманлиқ­ларниң көпийиши түпәйлидин, нурғун кишиләрдики меһир-муһәббәт совуйду. 13Лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр җәзмән қутқузулиду. 14Худаниң Падишалиғи һәққидики бу Хуш Хәвәрниң барлиқ милләтләргә аңлитилиши үчүн, у пүтүн дунияға тарқитилиду, андин заман ахири келиду.

 Йерусалимдики чоң балаю-апәт

 15— Даниял пәйғәмбәр ейтқан «Жиркиничлик вәйран қилғучиниң» муқәддәс җайда турғинини көргиниңларда, (китапханлар бу сөз­ниң мәнасини чүшәнсун) 16Йәһудийә өлкисидики аһалиләр тағларға қачсун. 17Өгүздикиләр өйидики нәрсә-керәклирини алмай қачсун. 18Етизларда ишләватқанларму чапинини еливелиш үчүн өйигә қайтмай қечип кәтсун. 19У күнләрдә қечиши әпсиз болған һамилдар аяллар вә бала емитидиған аниларниң һалиға вай! 20Қечишиңларниң қиш яки дәм елиш күнигә тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар.* 21Чүнки у күнләрдики балаю-апәтләр дуния яритилғандин бу ян көрүлүп бақмиған, кәлгүсидиму көрүлмәйду. 22У күнләр азайтилмисиди, һеч ким қутулалматти. Лекин Худаниң Өзи таллиғанлири үчүн, у күнләр азайтилиду.

 23Әгәр у чағда бири силәргә: «Қараңлар, Қутқазғучи-Мәсиһ бу йәрдә!» яки «Мәсиһ әйнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар. 24Чүнки сахта мәсиһләр, сахта пәйғәмбәрләр мәйданға келиду. Әгәр мүмкин болсиди, улар һәтта Худа таллиғанларниму чоң мөҗүзиләр вә карамәтләр билән аздурған болатти. 25Есиңларда болсунки, Мән буларни ейтиш билән силәрни алдин-ала агаһландуруп қойдум.

 26Шуниң үчүн бири силәргә: «Қараңлар, Мәсиһ чөл-баяванда!» десә, у йәргә берип жүрмәңлар. «Қараңлар, өйниң ичидә!» десә, ишән­мәңлар. 27Чүнки Инсан Оғлиниң келиши шәриқтин ғәрипкә ялт-юлт қилип чаққан чақмақтәк болиду. 28Қузғунларниң топлиниши җәсәтниң шу йәрдә екәнлигини көрсәткәндәк, бу аламәтләр Мән тилға алған ишларниң йүз беришиниң муқәррәр екәнлигини көрситиду.

 Инсан Оғлиниң қайтип келиши

 29— У балаю-апәтлик күнләр өтүп кәткән һаман,

«Қуяш қарийип,

Ай йоруқлуқ бәрмәс,

Юлтузлар асмандин төкүлүп,

Асман җисимлири тәвринәр».

 30У чағда асманда Инсан Оғлиниң кәлгәнлигиниң аламәтлири көрүниду, йәр йүзидики пүткүл хәлиқләр жиға-зар қилишиду. Улар Инсан Оғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп билән көктики булутлар үстидә келиватқанлиғини көриду. 31У периштәлирини җараңлиқ бир канай садаси билән әвәтип, улар арқилиқ Өзи таллиған кишиләрни асманниң бир четидин йәнә бир четигичә, дунияниң төрт булуңидин жиғип бир йәргә җәм қилиду.

 Әнҗир дәриғидин савақ елиш

 32— Әнҗир дәриғидин савақ елиңлар. Униң шахлири көкирип йеңи йопурмақ чиқарғанда, язниң келишигә аз қалғанлиғини билисиләр. 33Худди шуниңдәк, Мән бая дегән аламәтләрни көргиниңларда, Худаниң Падишалиғиниң* ишик алдида, йәни намайән болуш алдида туруватқанлиғини билиңлар. 34Шуни билип қоюңларки, мана бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу әвлат* кишиләр аләмдин өтмәйду. 35Асман-зимин йоқилиду, бирақ Мениң сөзлирим йоқалмай, мәңгү инавәтлик болиду.

 Һошияр болуңлар

 36— Бу ишларниң йүз беридиған вақит-саатиға кәлсәк, буни Атамдин башқа һеч ким билмәйду. Нә асмандики периштәлири, нә Оғли билмәйду. 37Нуһ пәйғәмбәрниң заманида қандақ болған болса, Инсан Оғли қайтип кәлгәндиму шундақ болиду. 38Нуһ топан келиштин илгири кемигә олтарған күнгичә, шу заманниң кишилири һөзүрлинип йәп-ичип, өйлүк-очақлиқ болуп кәлгән еди. 39Туюқсиз кәлгән топан кемигә чүшмигәнләрниң һәммисини ғәриқ қилғичә, кишиләр бу ишниң өз бешиға келишидин хәвәрсиз болғанға охшаш, Инсан Оғлиниң қайтип келишиму шундақ болиду. 40У күни етизда ишләватқан икки кишидин бири қалдурулуп, йәнә бири асманға елип кетилиду. 41Түгмән теши билән ун тартиватқан икки аялниң бири қалдурулуп, йәнә бири асманға елип кетилиду. 42Шуниң үчүн һошияр болуңлар, чүнки Рәббиңлар қайтип келиди­ған күнни билмәйсиләр. 43Лекин шуни билиңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечиси қачан келидиғанлиғини билсә, қарап туруп, оғриниң өйгә бузуп киришигә һәргиз йол қоймайду, әлвәттә. 44Шуниңға охшаш, силәрму һәр дайим тәйяр туруңлар. Чүнки Инсан Оғли силәр ойлимиған чағда қайтип келиду!

 Ишәнчлик вә ишәнчсиз чакарлар

 45— Ким ишәнчлик вә зерәк чакар болса, ғоҗайин уни башқа чакарлири үстидин күзитип, ғоҗайинниң озуқ-түлигини уларға вақти-вақтида тәхсим қилип беришкә қойиду. 46Ғоҗайин сәпиридин қайтип келип, чакириниң шунчилик садақәт билән хизмәт қиливат­қинини көрсә, бу чакарниң бәхти. 47Билип қоюңларки, ғоҗайин уни пүтүн тәәллуқатини башқурушқа қойиду. 48Лекин әгәр чакар көңлигә яман ғәрәз пүкүп: «Ғоҗайиним кечикип қайтип келидиғу», дәп 49башқа чакарларни бозәк қилса вә достлири билән биллә йәп-ичип мәс болуп жүрсә, 50ғоҗайин күтүлмигән бир күни ойлимиған бир вақитта қайтип келип, 51уни уруп чала өлүк қилип, сахтипәзләр билән охшаш тәғдиргә дучар қилиду. Нәтиҗидә чакар һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду.



*20. Диний қаидиләр бойичә йәһудийларниң дәм елиш күнидә шәһәр дәрвазиси вә дуканлар тақилидиған болғачқа, йемәклик сетивелиш вә башқа йәрләргә қечиш қолайсиз еди.

*33. Әсли текстта «Униң» дәп елинған болуп, Инсан Оғлини яки Худаниң Падиша­лиғини (Луқа 21:31) көрситиду.

*34. Әгәр тилға елинған аламәт Йерусалимниң вәйран болушиға (24:2) қаритил­ған болса, ундақта «әвлат» сөзи тәбиийки шу дәвирдә яшап өткән адәмләрни көрситиду. Әгәр Әйса Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (24:30) қаритилған болса, «әвлат» сөзи бәлким пүтүн Йәһудийә хәлқини яки бу айәтләрдә ейтилған вақиәләрниң башлиниш вақтида яшаватқан әвлатни көрситиду. Бу һәргиз һәзрити Әйсада «дунияға дәрһал қайтип келимән» дегән хата чүшәнчиниң барлиғини билдүрмәйду.



 

25

 Он қиз қолдаш тоғрисидики тәмсил

 1— У вақитта Асманниң Падишалиғи худди қоллириға чирақ елип тойи болған жигитниң алдиға чиққан он қиз қолдашқа охшайду. 2Бу қизларниң бәши әқилсиз, бәши болса әқиллиқ екән. 3Әқилсиз қизлар чирақлирини алған болсиму, йениға яғ еливалмапту. 4Әқиллиқ қизлар болса чирақлири билән биллә, қачиларда яғму апту. 5Жигит вақчә кәлгәчкә, уларниң һәммисини уйқа бесип ухлап қапту.

 6Йерим кечидә: «Жигит кәлди, алдиға чиқиңлар!» дегән аваз аңли­нипту. 7Буниң билән қизларниң һәммиси орнидин туруп чирақли­рини җөндәпту. 8Әқилсиз қизлар әқиллиқларға: «Чирақли­римиз өчүп қалай деди, йеғиңлардин бериңларчу», дәпту. 9Әқиллиқ қизлар: «Яқ! Бизгиму һәм силәргиму йәтмәслиги мүмкин. Әң яхшиси, дуканға берип яғ сетивелиңлар!» дәпту. 10Лекин улар яғ сетивал­ғили кетиват­қанда, жигит келип қапту, тәйярлиғи бар қизлар униң билән бирликтә той зияпитигә кирипту. Ишик тақилипту.

 11Кейин һелиқи қизлар қайтип келип: «Тәхсир, тәхсир! Ишикни ечиветиң!» дәпту. 12Бирақ жигит: «Билип қоюңларки, мән силәрни тонумаймән», дәп җавап берипту.

 13Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди:

 — Шуниң үчүн сәгәк болуңлар, чүнки Инсан Оғли қайтип келиди­ған вақит-саатни билмәйсиләр.

 Үч чакар тоғрисидики тәмсил

 14— Асманниң Падишалиғи сәпәргә чиқмақчи болған адәмгә охшайду. У чакарлирини чақирип байлиғини уларға тапшурупту. 15У адәм һәр бир чакарниң оқәт қилиш қабилийитигә қарап, биригә бәш миң, биригә икки миң, биригә миң күмүч тәңгә берип, йолға чиқипту. 16Бәш миң тәңгә алған чакар дәрһал берип оқәт қилип, йәнә бәш миң тәңгә пайда апту. 17Икки миң тәңгә алғиниму йәнә икки миң тәңгә пайда апту. 18Миң тәңгә алғини болса берип йәрни колап, ғоҗайини униңға тапшурған пулни көмүп сақлап қоюпту.

 19Узун вақит өткәндин кейин, бу чакарларниң ғоҗайини қайтип келип, улар билән һесаплишишқа башлапту. 20Бәш миң тәңгә алған чакар йәнә бәш миң тәңгә қошуп елип келип: «Ғоҗайин, сиз маңа бәш миң тәңгә тапшурған едиңиз. Қараң, йәнә бәш миң тәңгә пайда алдим», дәпту. 21Ғоҗайин униңға: «Наһайити яхши! Сән яхши вә ишәнчлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичик ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, сени чоң ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға җор бол!» дәпту. 22Икки миң тәңгә алған чакарму келип: «Ғоҗайин, сиз маңа икки миң тәңгә тапшурған едиңиз. Қараң, йәнә икки миң тәңгә пайда алдим», дәпту. 23Ғоҗайин униңға: «Наһайити яхши! Сән яхши вә ишәнчлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичик ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, мән сени чоң ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға җор бол!» дәпту.

 24Андин миң тәңгә алған чакар келип: «Ғоҗайин, сизниң қаттиқ адәм екәнлигиңизни биләттим, чүнки өзиңиз теримисиңизму, униң һосулини күтисиз; уруқ салмисиңизму, хаман алисиз. 25Шуңа қорқуп, сиз бәргән тәңгини йәргә көмүп сақлап қойған едим. Мана пулиңиз», дәпту. 26Ғоҗайин униңға: «Әй, яман вә һорун чакар! Сән мени теримиған йәрдин орувалидиған, уруқ салмиған йәрдин хаман алидиған адәм, дәп туруп, 27немишкә пулумни пайдикәшләргә аманәт қоймидиң. Шундақ қилсаң, мән қайтип кәлгәндә пулумни өсүми билән алмамдим? 28Хоп, униң қолидики миң тәңгини елип, он миң тәңгә бар чакарға бериңлар! 29Чүнки берилгәнни толуқ ишләткән­ләргә техиму көп берилидудә, буниң билән улардики техиму көпийиду. Лекин берилгәнни ишләтмигәнләргә кәлсәк, уларниң бариму елип кетилиду. 30Бу ярамсиз чакарни сиртқа, қараңғулуққа қоғлаветиңлар, у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлатсун», дәпту.

 Ахирәттики сорақ

 31— Инсан Оғли өз шан-шәриви ичидә пүтүн периштәлири билән биллә кәлгинидә, Падиша болуп шәрәп тәхтидә олтириду. 32-33Пүткүл хәлиқләр Униң алдида топлиниду. У уларни қойларни оң йениға, өшкиләрни сол йениға айриған қойчидәк айрийду. 34У оң йенидики кишиләргә: «Әй Атам тәрипидин бәхитлик қилинғанлар, келиңлар! Дуния яритилғандин бери силәр үчүн тәйярланған мирас — Худаниң Падишалиғиға егә болуңлар! 35Чүнки ач қалғинимда силәр Маңа йемәклик бәрдиңлар, уссиз қалғинимда уссилиқ бәрдиңлар, мусапир болуп жүргинимдә өз қойнуңларға алдиңлар, 36ялиңач қалғинимда кийиндүрдүңлар, кесәл болуп қалғинимда келип һалимдин хәвәр алдиңлар, зинданда ятқинимда йоқлап турдуңлар», дәйду.

 37У чағда һәққаний адәмләр Униңға: «Әй Рәббим, биз Сизни қачан ач көрүп тойдурдуқ яки уссиз көрүп су бәрдуқ? 38Сизни қачан мусапир көрүп қойнимизға алдуқ яки ялиңач көрүп кийиндүрдуқ? 39Сизни қачан кесәл яки зинданда көрүп йоқлап турдуқ?» дәп сорайду. 40Бирақ падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндашлиримдин болған буларниң бирәрсигә қилғиниңлар дәл Маңа қилғиниңлар болуп һесаплиниду», дәп җавап бериду.

 41Андин сол йенидикиләргә: «Әй ләнәткә учриғанлар, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң ғалҗирлириға һазирланған мәңгү өчмәс дозақ отиға кириңлар! 42Чүнки ач қалғинимда Маңа йемәклик бәрмидиңлар, уссиғинимда уссилиқ бәрмидиңлар, 43мусапир болуп жүргинимдә өз қойнуңларға алмидиңлар, ялиңач қалғинимда кийиндүрмидиңлар, кесәл болғинимда вә зинданда ятқинимда йоқлимидиңлар», дәйду.

 44У чағда улар: «Әй Рәббим, Сизни қачан ач, уссиз, мусапир, ялиңач, кесәл яки зинданда көрүп туруп хизмитиңиздә болмидуқ?» дәйду. 45Бирақ Падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндаш­лиримдин болған буларниң бирәрсигә қилмиғанни Маңиму қилмиған болдуңлар», дәп җавап қайтуриду. 46Буниң билән улар мәңгүлүк җазаға учрайду. Һәққаний адәмләр болса мәңгүлүк һаятқа еришиду.


26

 Һәзрити Әйсани өлтүрүш сүйиқәсти

 1Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип болғандин кейин шагирт­лириға:

 — Силәргә мәлумки, 2икки күндин кейин болидиған «Өтүп кетиш» һейтида Инсан Оғли чапрас яғачқа миқлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди.

 3Алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Қаяпа исимлиқ баш роһанийниң сарийида җәм болушти. 4Улар һәзрити Әйсани һейлә билән тутуп уҗуқтуруш үчүн мәслиһәт қилишти. 5Бирақ улар:

 — Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.

 Гунакар аялниң һәзрити Әйсани әтирлиши

 6Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә болғанда, 7униң йениға бир аял кирди. У аял ақ қаштешидин ясалған бир қутида наһайити қиммәтлик әтир елип кәлгән еди. Һәзрити Әйса дәстиханда олтарғанда, у аял әтирни Униң бешиға қуйди. 8Шагиртлар буни көрүп хапа болушуп:

 — Немишкә бундақ исрапчилиқ қилисиз? 9Бу әтир җиқ пулға яратти. У сетилип пули кәмбәғәлләргә берилсә болатти, — дейишти.

 10Шагиртларниң нарази болғанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға:

 — Бу аялни хиҗил қилип немә қилисиләр? У Мән үчүн яхши иш қилди. 11Кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда, лекин Мән араң­ларда дайим болмаймән. 12Бу аял бу әтирни Мени дәпнә қилинишқа тәйяр қилиш үчүн бәдинимгә қуйди. 13Билип қоюңларки, бу Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду, — деди.

 Йәһуданиң һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилиши

 14Шу вақитта һәзрити Әйсаниң он икки шагиртидин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири алий роһанийларниң алдиға берип:

 15— Әйсани тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр? — деди. Улар униңға оттуз күмүч тәңгә бәрди. 16Йәһуда шуниңдин етиварән һәзрити Әйсани тутуп бериш үчүн пурсәт издәшкә башлиди.

 «Өтүп кетиш» һейтиниң кәчлик тамиғи

 17«Петир нан» һейтиниң* биринчи күни шагиртлар һәзрити Әйса­ниң йениға келишип:

 — «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди.

 18Һәзрити Әйса уларға:

 — Йерусалимға кирип паланчиниң өйигә берип, униңға: «Устазимиз: Вақит-саатим йеқинлап қалди, «Өтүп кетиш» һейтини шагиртлирим билән бирликтә силәрниң өйдә өткүзәй, дәйду», дәп ейтиңлар, — деди.

 19Шагиртлар һәзрити Әйсаниң буйруғиға бенаән «Өтүп кетиш» һейти­ниң тамиғини шу йәрдә тәйярлашқа киришти. 20Кәчқурун һәзрити Әйса он икки шагирти билән дәстиханда олтарди. 21У тамақ йәветип:

 — Билип қоюңларки, араңларда бири Маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.

 22Бу сөз уларни интайин қайғуға салди. Улар бир-бирләп:

 — Я Рәббим, мән әмәстимән? — дәп сорашқа башлиди.

 23— Маңа сатқунлуқ қилғучи қолидики нанни тәхсигә Мән билән биллә чилиған кишидур. 24Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезил­ғи­нидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған киши­ниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди һәзрити Әйса.

 25Униңға сатқунлуқ қилмақчи болған Йәһуда:

 — Устаз, мән әмәстимән? — дәп сориди. Һәзрити Әйса униңға:

 — Дәл сән, — деди.

 26Улар тамақ йейишиватқанда, һәзрити Әйса бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни уштуп, шагиртлириға бөлүп бәрди вә:

 — Елиңлар, йәңлар, бу Мениң теним, — деди.

 27Андин қолиға бир җам елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни шагиртлириға сунуп:

 — Һәммиңлар буниңдин ичиңлар. 28Бу Мениң нурғун адәмләрниң гунали­риниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлүп, Худаниң келиши­мини түзидиған қенимдур. 29Шуни билип қоюңларки, Худа Атамниң Падиша­лиғида силәр билән бирликтә йеңичә шараптин ичмигичә, бундақ шарапни һәргиз ичмәймән, — деди.

 30Улар мәдһийә нахшисини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.

 Һәзрити Әйсаниң Петрусниң танидиғанлиғини ейтиши

 31Бу чағда һәзрити Әйса шагиртлириға:

 — Бүгүн кечә һәммиңлар Мениң бешимға келидиған ишлар сәвәвидин Мени ташлап кетисиләр, чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа:

«Қойчини уруп өлтүримән,

Падидики қойлири терә-перәң болуп кетиду», дегән.

 32Лекин Мән тирилгәндин кейин, Җәлилийәгә силәрдин бурун бари­мән, — деди.

 33Петрус Униңға:

 — Һәммиси Сизни ташлап кәтсиму, мән һәргиз ташлап кәтмәймән, — деди.

 34— Билип қойғинки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән Мән­дин үч қетим танисән, — деди һәзрити Әйса.

 35Бирақ Петрус:

 — Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, Сиздин танмаймән, — деди. Қалған шагиртларму шундақ дейишти.

 Гетсиманә бағчисидики дуа-тилавәт

 36Кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә Гетсиманә дегән бир йәргә кәлди. У шагиртлириға: «Мән у яққа берип дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу җайда олтирип туруңлар», дәп 37Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғли Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта һәзрити Әйсани ғәм бесип, көңли қаттиқ беарам болушқа башлиди. 38У уларға:

 — Җеним чиқип кетидиғандәк ғәм-қайғуға патти. Силәр бу йәрдә қелип, Мән билән бирликтә һошияр туруңлар, — деди 39вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп дуа қилип:

 — Әй Ата, мүмкин болса бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштур­ғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.

 40У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң үгдәп қалғанлиғини көрүп, Петрусқа:

 — Мән билән биллә бирәр саатму һошияр туралмидиңларму?! 41Езиқ­турулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди.

 42Һәзрити Әйса иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип:

 — Әй Ата, әгәр Мән бу азап қәдиһини ичмигичә бу қәдәһ Мәндин жирақлаштурулмиса, ундақта Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди. 43У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә үгдәп қалғанлиғини көрди. Чүнки улар көзлирини ачалмай қалған еди.

 44Шуниң билән һәзрити Әйса уларни ташлап үчинчи қетим берип, йәнә шу сөзләр билән дуа қилди.

 45Кейин шагиртларниң йениға келип:

 — Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Инсан Оғлиниң гунакар­ларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди. 46Қопуңлар, кетәйли, мана Маңа сатқунлуқ қилидиған киши кәпту! — деди.

 Һәзрити Әйсаниң тутқун қилиниши

 47Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла, он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда кәлди. Униң йенида алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири тәрипидин әвәтилгән, қилич-тоқмақлар билән қурал­ланған зор бир топ адәм бар еди. 48Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда уларға аллибурун: «Мән Кимни сөйсәм, һәзрити Әйса Шу. Силәр Уни тутуңлар», дегән вә сөйүш арқилиқ бәлгү бәрмәкчи болған еди. 49У удул һәзрити Әйсаниң алдиға берип:

 — Салам, Устаз, — дәп Уни сөйди.

 50Һәзрити Әйса униңға:

 — Бурадәр, қилидиғиниңни қил, — деди. Буниң билән һелиқи адәм­ләр йопурулуп келип, һәзрити Әйсаға қол селип, Уни тутқун қилди. 51Һәзрити Әйсаниң йенидикиләрдин бири дәрһал қиличини суғуруп, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти. 52Һәзрити Әйса униңға:

 — Қиличиңни қиниға сал, қилич көтәргәнләр қилич астида һалак болиду. 53Яки Мени Худа Атамдин ярдәм алалмайду, дәп ойлап қалдиңму?! Халисам, У Маңа шу ан он икки түмәндин артуқ периштә әвәтиду. 54Бирақ, әгәр Мән ундақ қилсам, Муқәддәс Язмилардики чоқум мошундақ болуши керәклиги тоғрисидики сөзләр қандақ әмәлгә ашсун? — деди.

 55Андин һәзрити Әйса у адәмләргә қарап мундақ деди:

 — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр? Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида олтирип тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар. 56Амма бу ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши болди.

 Бу чағда шагиртлириниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти.

 Алий кеңәшмидә сотлиниш

 57Һәзрити Әйсани тутқун қилғанлар Уни баш роһаний Қаяпаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән хәлиқ ақсақаллириму у йәрдә җәм болушқан еди. 58Петрус һәзрити Әйсаға таки баш роһанийниң һойлисиғичә жирақтин әгишип барди вә ишниң нәтиҗисини көрүш үчүн ичкиригә кирип, қаравулларниң йенида олтарди. 59Алий роһанийлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири һәзрити Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн, ялған испат издәтти. 60Бир мунчә ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, испат көрситип берәлмиди. Ахирда икки гувачи оттуриға чиқип:

 61— Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта ясап чиқалаймән» дегән, — деди.

 62Баш роһаний орнидин туруп, һәзрити Әйсаға:

 — Қени, җавап бәрмәмсән? Буларниң Сениң үстүңдин бәргән гувалиқлириға немә дәйсән? — деди. 63Лекин һәзрити Әйса лам-җим демиди.

 Баш роһаний Униңға:

 — Мәңгү һаят Худа алдида қәсәм қилишиңни буйруймән. Ейтқин, Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — деди.

 64Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди:

 — Сизниң дегиниңиздәк. Лекин шуни билип қоюңки, буниң­дин кейин силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиған­лиғини вә көктики булутлар үстидә келидиғанлиғини көрисиләр.

 65Бу сөзни аңлиған баш роһаний тонлирини житип* ташлап:

 — У Худаға күпүрлүк қилди. Әнди башқа һеч қандақ гувачиниң һаҗити қалмиди. Силәр Униң күпүрлүклирини аңлидиңлар. 66Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди.

 — Өлүм җазасиға тегишлик! — дәп җавап қайтурушти улар.

 67Буниң билән улар һәзрити Әйсаниң йүзигә түкүрүп, Униңға мушт атти. Бәзилири Уни качатлап:

 68— Әй Мәсиһ, Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди? — дейишти.

 Петрусниң һәзрити Әйсадин тениши

 69Петрус ташқиридики һойлида олтиратти. Бир хизмәткар қиз униң йениға келип:

 — Сән җәлилийәлик Әйса билән бир едиңғу, — деди.

 70— Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим! — дәп инкар қилди Петрус һәммисиниң алдида.

 71Андин Петрус дәрвазиниң алдиға чиқти. Уни көргән йәнә бир хизмәт­кар қиз у йәрдә турғанларға:

 — Бу адәм насирәлик Әйсаниң шериги еди, — деди.

 72Петрус қәсәм қилип:

 — Мән У Адәмни тонумаймән, — дәп йәнә инкар қилди.

 73У йәрдә турғанлар бир аздин кейин Петрусниң йениға келип:

 — Шүбһисизки, сән Әйсаниң шериклириниң бири. Тәләппузуң­дин мана мән дәп чиқип туриду, — дейишти.

 74Петрус қәсәм қилип:

 — У Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди.

 Дәл шу чағда ғораз чиллиди. 75Петрус һәзрити Әйсаниң: «Ғораз чиллаш­тин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә елип, ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.



*17. «Петир нан» һейти йәттә күн болуп, биринчи күни «Өтүп кетиш» һейти дәп атилиду. Бу күни йәһудийлар өйлиридә қой союп, петир нан билән йәйду.

*65. Баш роһаний һәзрити Әйсани «күпүрлүк қилди», дәп қарап, өзиниң буниңға болған чөчүши вә ғәзивини ипадиләш үчүн, кийимлирини жиртқан. Һәзрити Әйсаниң Өзиниң Мәсиһ екәнлигини етирап қилиши Униң Худаға хас һоқуқ вә шөһрәт Мәндидур, дегәнлигидур.



 

27

 Йәһуданиң өлүши

 1Таң етиши биләнла, пүтүн алий роһанийлар билән хәлиқ ақсақаллири мәслиһәтлишип, һәзрити Әйсани өлүмгә мәһкүм қилдуруш үчүн бағлап, 2һаким Пилатусқа тапшуруп бәрди.

 3Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда һәзрити Әйсаниң өлүмгә мәһкүм қилинғанлиғини көрүп, өз қилмишиға пушайман қилди вә алий роһанийлар билән ақсақалларға оттуз күмүч тәңгини қайтуруп берип:

 4— Мән бегуна бир җанға замин болуп гуна өткүздүм, — деди.

 — Бу сениң ишиң, бизниң немә каримиз? — дейишти улар.

 5Йәһуда пулларни ибадәтханиниң ичигә чечивәтти вә у йәрдин чиқип, есилип өлүвалди.

 6Пулларни жиғивалған алий роһанийлар:

 — Қан төкүш үчүн төләнгән бу тәңгиләрни ибадәтханиниң ғәзни­сигә қоюш һарам, — дейишти. 7Улар өз ара мәслиһәтлишип, бу пул­лар билән яқа жутлуқларға мазарлиқ қилиш үчүн, хумданчиниң бир парчә йерини сетивалди. 8Шуниң үчүн бу йәр һазирғичә «Қанлиқ йәр» дәп атилип кәлмәктә.

 9Бу вақиә арқилиқ Йәрәмия пәйғәмбәр тәрипидин бурун ейтилған мону сөзләр әмәлгә ашурулди:

«Улар исраил хәлқиниң Униң үчүн бәлгүлигән баһасини,

Йәни оттуз күмүч тәңгини елишти

10Вә Пәрвәрдигар маңа әмир қилғандәк,

Хумданчиниң йерини сетивелишқа хәшләшти».

 Һәзрити Әйсаниң һаким Пилатусниң алдида сотлиниши

 11Һәзрити Әйса һакимниң алдиға кәлтүрүлди. Һаким Униңдин:

 — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди.

 — Ейтқиниңиздәк, — деди һәзрити Әйса.

 12Алий роһанийлар вә ақсақаллар Униң үстидин әризә-шикайәт қил­ғанда, У бир еғизму җавап бәрмиди. 13Буниң билән Пилатус Униңға:

 — Сениң үстүңдин қилинған шунчә көп шикайәтләрни аңлимай­ватамсән? — деди. 14Бирақ һәзрити Әйса уларниң биригиму җавап бәрмиди. Һаким буниңға интайин һәйран қалди.

 15Һәр қетимлиқ «Өтүп кетиш» һейтида, һаким адити бойичә халайиқ тәләп қилған бир мәһбусни қоюп берәтти. 16Әйни вақитта Бараббас исимлиқ нами чиққан бир мәһбус зинданда еди. 17Хәлиқ бир йәргә җәм болғанда, Пилатус улардин:

 — Силәр үчүн кимни қоюп беришимни тәләп қилисиләр? Бараббасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму? — дәп сориди. 18Пилатус алий роһанийлар вә ақсақалларниң һәзрити Әйсаға көрәлмәслик қилип Уни өзигә тапшуруп бәргәнлигини биләтти.

 19Пилатус сорақ минбиридә олтарғанда, аяли униңға:

 — У бегуна Адәмгә тәгмәң. У түнүгүн кечә чүшүмгә кирип, көп азапландим, — дәп хәвәр әвәтти.

 20Алий роһанийлар вә ақсақаллар болса хәлиқни күшкүртүп, һаким Пилатустин Бараббасни қоюп беришни вә һәзрити Әйсани өлүмгә мәһкүм қилишни тәләп қилдурди.

 21Һаким улардин йәнә:

 — Силәр үчүн бу иккисиниң қайсисини қоюп беришимни тәләп қилисиләр? — дәп сориди.

 — Бараббасни, — дейишти улар.

 22— Ундақ болса, Мәсиһ дәп аталған Әйсани қандақ бир тәрәп қилай? — деди Пилатус.

 Һәммиси бир еғиздин:

 — Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дейишти.

 23Пилатус:

 — Немишкә? У зади немә җинайәт өткүзүпту? — дәп сориди.

 Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип:

 — Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп турувелишти. 24Пилатус йәнә сөзләшниң әһмийәтсиз екәнлигини, болмиса қалаймиқанчилиқ чиқиди­ған­лиғини көрүп, су елип, көпчиликниң алдида қолини жуйғач:

 — Бу Адәмниң қениға мән җавапкәр әмәс, бу ишқа өзәңлар җавапкәр болуңлар! — деди.

 25Пүтүн хәлиқ бир еғиздин:

 — Униң қениниң җавапкәрлиги бизниң вә балилиримизниң үстидә болсун! — дейишти.

 26Буниң билән Пилатус Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Һәзрити Әйсани болса қамчилатқандин кейин, чапрас яғачқа миқлаш үчүн ләшкәрлиригә тапшурди.

 Ләшкәрләрниң һәзрити Әйсани мәсқирә қилиши

 27Кейин ләшкәрләр һәзрити Әйсани һаким ордисиға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә жиғди. 28Улар һәзрити Әйсани ялиңачлап, учисиға шаһанә сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти. 29Тикән шахлирини өрүп бир таҗа ясап, бешиға кийдүрди вә оң қолиға бир қомучни* тутқузди. Андин Униң алдиға тизлинип: «Яшисун йәһудийларниң Падишаси!» дәп мәсқирә қилишти. 30Униңға түкүрүшти, қомучни елип Униң бешиға урушти. 31Уни мана шундақ мәсқирә қилғандин кейин, тонни салдуруп, учисиға өз кийимлирини кийдүрди вә чапрас яғачқа миқлаш үчүн елип меңишти.

 Һәзрити Әйсаниң чапрас яғачқа миқлиниши

 32Улар ташқириға чиққинида, Кирини шәһирилик Симун исимлиқ бир кишини учритип, һәзрити Әйса көтирип маңған чапрас яғачни униңға мәҗбурий көтәргүзди. 33Улар Голгота, йәни «Баш сүйәк» дегән йәргә кәлгәндә, 34һәзрити Әйсаға ичиш үчүн дора арилаштурулған шарап* бәрди, лекин һәзрити Әйса уни тетип көрүп, ичкили унимиди.

 35Ләшкәрләр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиғандин кейин, чәк ташлишип кийимлирини бөлүшүвалди. 36Андин кейин у йәрдә олтирип новәтчилик қилди. 37Улар һәзрити Әйсаниң бешиниң жуқури тәрипигә «Бу йәһудийларниң Падишаси Әйса» дәп йезилған бир гуна тахтисини асти.

 38Һәзрити Әйсадин башқа икки қарақчиму чапрас яғачқа миқлан­ған болуп, бири униң оң йенидики, йәнә бири сол йенидики чапрас яғачта еди. 39У йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, һәзрити Әйсани һақарәтләп:

 40— Қени, Сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күндә қайтидин ясап чиқидиған Адәм едиңғу? Әнди Өзәңни қутқузғина! Худа Оғли болсаң, чапрас яғачтин чүшүп баққин! — дейишти.

 41Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақалларму Уни шундақ мәсқирә қилип:

 42— Башқиларни қутқузуптикән, Өзини қутқузалмиди, исраилларниң Падишасимиш техи! Әнди чапрас яғачтин чүшүп бақсунчу, андин Униңға ишинәйли. 43У Худаға ишинәтти, Худа Уни әзизлисә, қутқузуп бақмисунму! Чүнки У: «Мән Худа Оғли» дегән еди, — дейишти. 44Һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланған қарақчиларму Уни шундақ һақарәтләшти.

 Һәзрити Әйсаниң өлүми

 45Чүш вақти саат он иккидин саат үчкичә пүтүн зиминни қараң­ғулуқ басти. 46Саат үчләрдә һәзрити Әйса жуқури аваз билән: «Ели, Ели, ләма шәвақтани?» йәни «Худайим, Худайим, Мени немишкә ташлавәттиң?» дәп вақириди.

 47У йәрдә турғанларниң бәзилири буни хата аңлап:

 — Бу адәм Илияс пәйғәмбәргә мураҗиәт қиливатиду, — дейишти.

 48Уларниң ичидин бири дәрһал жүгрәп берип, бир парчә латини әкәлди. Андин уни әрзән үзүм шаравиға чилап, қомучниң учиға бағлап, һәзрити Әйсаға ичкүзмәкчи болди.

 49Башқилар:

 — Тохтап туруңлар, қарап бақайли, Илияс пәйғәмбәр келип Уни қутқузуп қалармикин? — дейишти.

 50Һәзрити Әйса қаттиқ аваз билән йәнә бир вақиридидә, җан бәрди.

 51Шу вақитта мәркизий ибадәтханидики пәрдә жуқуридин төвәнгә икки парчигә бөлүнүп житилди.* Зимин силкинип, ташлар йерилип, 52қәбирләр ечилди. Һәзрити Әйса тирилгәндин кейин, бурун аләмдин өткән бир мунчә садақәтмән адәмләр тирилди. 53Улар қәбирлиридин чиқти вә муқәддәс шәһәр Йерусалимға кирип, у йәрдә нурғун кишиләргә көрүнди.

 54Һәзрити Әйсани күзәт қиливатқан йүз беши вә ләшкәрләр зимин­ниң силкиниши вә башқа һадисиләрни көрүп, интайин қорқушқан һалда:

 — У һәқиқәтән Худа Оғли екән! — дейишти.

 55У йәрдә йәнә вақиәни жирақтин көрүп турған бир мунчә аяллар­му бар еди. Улар һәзрити Әйсаға хизмәт қилиш үчүн, Җәлилийә өлкисидин Униңға әгишип кәлгән еди. 56Уларниң арисида мәҗдәл­лик Мәрийәм, Яқуп билән Йүсүпниң аниси Мәрийәм, Зәбәдийниң оғуллириниң анисиму бар еди.

 Һәзрити Әйсаниң дәпнә қилиниши

 57Күн петишқа йеқин араматиялиқ Йүсүп исимлиқ бир бай кәлди. Уму һәзрити Әйсаниң шагиртлиридин еди. 58У һаким Пилатусниң алдиға берип, һәзрити Әйсаниң җәсидини тәләп қилди. Пилатус җәсәтни униңға беришкә әмир қилди. 59Йүсүп җәсәтни елип, пакиз кәндир рәхт билән орап кепинлиди 60вә уни өзи үчүн қияда ойдурған йеңи қәбиргә қойди. Андин қәбирниң ағзиға йоған бир қорам ташни домилитип қоюп кетип қалди. 61Мәҗдәллик Мәрийәм билән йәнә бир Мәрийәм болса у йәрдә, қәбирниң удулида олтиришти.

 Қәбирни қоғдаш

 62Дәм елиш күниниң һарписи өткән еди. Униң әтиси алий роһаний­лар билән пәрисийләр һаким Пилатусниң алдида җәм болушуп:

 63— Җанаплири, Әйсаниң һаят вақтида: «Мән өлүп үчинчи күни тирилимән», дегини есимиздә. 64Шуниң үчүн қәбирни үчинчи күни­гичә қоғдаш үчүн әмир бәргәйсиз. Ундақ қилмиғанда, шагиртлири келип җәсәтни оғрилап кетип, хәлиққә: «У өлүмдин тирилди», дейиши мүмкин. У ялғанчилиқ алдинқисидинму бетәр болиду, — дейишти.

 65Пилатус уларға:

 — Қоғдиғучи ләшкәр елип берип, қәбирни қурбиңларниң йети­шичә қоғдаңлар, — деди. 66Улар ләшкәрләр билән биллә берип, ташни печәтләп, қәбирни муһапизәт астиға алди.



*29. Падишалиқ әңгүштәри болған шаһанә һаса сүпитидә.

*34. Ейтишларға қариғанда, чапрас яғачқа миқлинидиғанларға ағриқни пәсәйтиш мәхситидә дора арилаштурулған шарап берилидикән.

*51.



 

28

 Һәзрити Әйсаниң тирилиши

 1Дәм елиш күни өтүп йәкшәнбә күни таң сүзүлгәндә, мәҗдәл­лик Мәрийәм билән йәнә бир Мәрийәм қәбирни йоқлап барди. 2Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәп кәтти, чүнки Рәбниң периштәлиридин бири асмандин чүшүп, қәбиргә берип, ташни бир янға домилитип, үстидә олтарған еди. 3Периштәниң қияпити чақмақтәк, кийимлири қардәк аппақ еди. 4Қоғдиғучилар униңдин қорқуп титришип, өлүктәк қетипла қалди.

 5Периштә аялларға мундақ деди:

 — Қорқмаңлар! Силәрниң чапрас яғачқа миқланған һәзрити Әйсани издәйдиғанлиғиңларни билимән. 6У бу йәрдә әмәс; У Өзи ейтқандәк тирилди. Келиңлар, У ятқан җайни көрүңлар. 7Дәрһал берип Униң шагиртлириға: «Һәзрити Әйса өлүмдин тирилипту. Җәлилийәгә силәрдин авал баридикән, Уни шу йәрдә көридикәнсиләр», дәңлар. Мана мән силәргә ейтип бәрдим.

 8Аяллар бир тәрәптин қорқса, йәнә бир тәрәптин зор хошаллиқ ичидә қәбирдин дәрһал кетип, жүгригән пети һәзрити Әйсаниң шагирт­лириға хәвәр беришкә кетишти. 9Тосаттин һәзрити Әйса уларниң алдиға чиқип:

 — Салам силәргә! — деди. Уларму алдиға берип, һәзрити Әйсаниң путиға есилип, Униңға сәҗдә қилди. 10Шу чағда һәзрити Әйса уларға:

 — Қорқмаңлар! Берип қериндашлиримға хәвәр қилиңлар. Җәли­лийәгә барсун, Мени шу йәрдә көриду, — деди.

 Қоғдиғучиларниң хәвири

 11Аяллар техи йолда кетиватқанда, қәбир қоғдиғучиларниң бәзилири шәһәргә кирип, болған вақиәләрниң һәммисини алий роһаний­ларға хәвәр қилди. 12Алий роһанийлар ақсақаллар билән бир йәргә жиғилип мәслиһәтләшкәндин кейин, ләшкәрләргә зор миқдарда пул берип:

 13— Силәр: «Әйсаниң шагиртлири кечиси келип, биз ухлаватқанда, Униң җәсидини оғрилап әкетипту», дәңлар. 14Әгәр бу хәвәр һаким­ниң қулиғиға йетип қалса, биз ариға чүшүп, силәргә гәп кәлтүр­мәймиз, — деди. 15Шундақ қилип, ләшкәрләр пулни алди вә уларниң дегини бойичә қилди. Бу ялған гәп-сөз бүгүнгичә йәһудийлар арисида тарқилип кәлмәктә.

 Һәзрити Әйсаниң шагиртлириға көрүнүши

 16Он бир шагирт һәзрити Әйса уларға ейтқан Җәлилийәдики таққа чиқишти. 17Улар һәзрити Әйсани көргинидә, Униңға сәҗдә қилишти, лекин бәзилири гуман ичидә еди. 18Һәзрити Әйса уларниң йениға келип, мундақ деди:

 — Асманда вә йәр йүзидә пүтүн һоқуқ Маңа берилди. 19Шуниң үчүн берип пүткүл милләтләрни Мениң шагиртлирим қилип йетиш­түрүңлар. Уларни Худа Ата, Униң Оғли вә Муқәддәс Роһниң нами билән чөмүлдүрүп, 20уларға Мән силәргә буйруған барлиқ әмирләргә әмәл қилишни үгитиңлар. Мән һәқиқәтәнму заман ахириғичә һәр дайим силәр билән биллә болимән.