Филимунға йезилған хәт 1Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мәнки Павлус вә мән арқилиқ қериндишимиз Тимотийдин қәдирлик хизмәтдишимиз болған сән Филимунға 2вә сиңлимиз Афияға, биз билән биллә күрәш қилған Аркипусқа вә өйүңдә дайим җәм болидиған мәсиһийләр җамаитигә салам! 3Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай! Филимунниң меһир-муһәббити вә ишәнчи 4Қәдирлик Филимун, дуалиримда һемишәм сени яд етип, Худаға шүкүр ейтимән. 5Чүнки мән сениң Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиң вә барлиқ мәсиһийләргә болған меһир-муһәббитиң тоғрисида һәр дайим аңлап туруватимән. 6Ишәнчиң сәвәвидин Худа саңа тәғдим қилғанларни башқилар билән мәртләрчә ортақлишишиң үчүн дуа қилимән. Шундақ қилсаң, бизниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиздин бизгә берилгән бәхитләрниң нәқәдәр мол екәнлигини техиму чоңқур чүшинәләйсән. 7Қериндишим, сениң мәсиһийләргә болған меһир-муһәббитиң маңа зор хошаллиқ вә илһам елип кәлди, чүнки сән мәсиһийләрниң роһини көтәрдиң. Филимунниң қули Онесимус һәққидә илтимас 8Шуңа мән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушум билән әслидә сениң қилишқа тегишлик ишни беҗиришиңни жүрәклик һалда буйралалисамму, 9лекин йәнила сениң меһир-муһәббитиңгә көрә илтимас қилишни таллавалдим. Бу илтимасни мошу яшқа кирип қалған һәм Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида һазир мәһбус болуватқан мәнки Павлустин дәп билгин. 10Сәндин қулуң Онесимус һәққидә илтимас қилимән. У зиндандики вақтимда мән арқилиқ мәсиһий болғанлиқтин, өз оғлумдәк болуп қалған. 11У бурун саңа пайдисиз болсиму, амма һазир саңиму, маңиму пайдилиқтур.* 12Мән һазир уни, йәни җан-җигәримни сениң йениңға қайтуримән. 13Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигим үчүн мәһбус болуп зинданда йетиватқан мошу вақтимда уни сениң орнуңда хизмитимдә болуш үчүн йенимда елип қалғум бар еди. 14Бирақ сениң разилиғиңни алмиғачқа, бундақ қилишни халимидим. Сениң маңа мәҗбурий әмәс, бәлки разимәнлик билән яхшилиқ қилишиңни үмүт қилдим. 15Худаниң қулуң Онесимусниң вақитлиқ сениң йениңдин қечишиға йол қойғанлиғи, бәлким кейин сениң уни мәңгү елип қелишиң үчүндур. 16Әнди сән уни қул қатарида әмәс, бәлки қулдин үстүн — сөйүмлүк бир мәсиһий қериндишиң қатарида көрәрсән. У мән үчүн интайин қәдирликтур. Сән үчүн техиму шундақ болуши керәк. Чүнки сениң һазир униң билән қул-ғоҗайинлиқ мунасивитиң болупла қалмай, Рәббимизгә ишиниш җәһәттә қериндашлиқ мунасивитиңму бардур. 17Шуниң үчүн, әгәр сән мени Рәббимизниң хизмитидә сәпдаш дәп қарисаң, уни мени қобул қилғандәк қобул қил. 18Әгәр бурун у саңа бирәр йолсизлиқ қилған болса яки пуллириңни оғрилиған болса, уни мениң һесавимға яз. 19Мәнки Павлус бу сөзләрни өз қолум билән йезиватимән, һесаватни өзәм қайтуримән. Лекин Хуш Хәвәр арқилиқ еришкән мәңгүлүк һаятиң үчүн маңа қәриздар екәнлигиңни тилға елишимниң һаҗити болмиса керәк. 20Шуңа, әй қериндишим, Рәббимиз үчүн илтимасимни қобул қилғин. Иккилимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, роһумни көтәр. 21Сөзүмни аңлайдиғанлиғиңға вә сориғанлиримдин артуқ орунлайдиғанлиғиңға чоңқур ишинип, бу хәтни яздим. 22Йәнә бир иш, маңа туралғу җай тәйярлап қойғин. Чүнки дуалириңлар арқилиқ зиндандин азат болуп, йениңларға қайтип баридиғанлиғимға ишинимән. Ахирқи салам 23Әйса Мәсиһкә хизмәт қилғанлиғи үчүн мән билән биллә мәһбус болған Епафира, 24хизмәтдашлирим Маркус, Аристархус, Демас вә Луқалардин саңа салам. 25Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!
|
|||