«Әстир» 1 Падиша Аһашвирушниң Ваштини ханишлиқ мәртивисидин еливетиши 1-2Төвәндики вақиә падиша Аһашвируш заманида йүз бәргән. Аһашвируш Суза шәһиридики падиша тәхтидә олтирип, Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған еди. 3У һөкүмранлиғиниң үчинчи жилида барлиқ алий әмәлдарлири билән бәглиригә бир чоң зияпәт бәрди. Зияпәткә Персийә билән Медияниң әскәрбашлири, һәр қайси өлкиләрдики жуқури дәриҗидикиләр вә алий әмәлдарлар келип қатнашти. 4Зияпәт алтә ай давамлашти. Падиша бу җәриянда уларға өз империясиниң байлиғи вә өзиниң шан-шәривини намайән қилди. 5Арқидинла падиша йәнә Суза шәһиридики һәммә кишиләргә, мәртивисиниң жуқури-төвәнлигигә қаримай, орда гүлзарлиғида йәттә күн зияпәт бәрди. 6Мәзкүр гүлзарлиқ ақ вә көк кәндир рәхттин тикилгән пәрдиләр билән безәлгән болуп, бу пәрдиләр мәрмәр таш түврүкләрдики күмүч һалқиларға сөсүн рәңлик кәндир рәхт билән есилған еди. Мәрмәр таш, сәдәп вә түрлүк рәңлик ташлар ятқузулған йәрниң үстигә алтун-күмүчтин ясалған йөләнчүклүк узун орундуқлар қоюлған еди. 7Ордидики шараплар бир-биригә охшимайдиған алтун қәдәһләргә қуюлған болуп, падишаниң буйруғи бойичә мәртләрчә тәминләнди. 8Падиша орда хизмәткарлириға һәммисиниң халиғанчә шарап ичишигә йол қоюшлирини, амма һеч кимгә зорлимаслиқни буйриди. 9Шуниң билән бир вақитта ханиш Вашти падиша Аһашвирушниң ордисида аяллар үчүн һәм зияпәт бәрди. 10Чоң зияпәтниң йәттинчи күни падиша шараптин кәйпи чағ болғинида, һозурида хизмәт қилидиған йәттә һәрәмъағисиға,* йәни Мәһуман, Бизта, Һарбона, Биғта, Абағта, Зәтар, Кәркәсләргә 11ханиш Ваштиға ханишлиқ таҗини кийдүрүп, һозуриға тәклип қилип келишлирини буйриди. Ханиш интайин чирайлиқ аял болғачқа, падиша алий әмәлдарлири билән барлиқ зияпәт әһлигә униң гөзәл җамалини көрсәтмәкчи еди. 12Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаниң әмрини йәткүзгәндә, у беришни рәт қилди. Буниң билән падиша интайин хапа болуп, ғәзиви өрләп кәтти. 13Әшу вақиттики падишаларниң қаидиси бойичә падиша мәлум мәсилиләргә дуч кәлгәндә, қанун вә тәртип-интизамни яхши билидиғанларниң мәслиһитини алатти, шуңа падиша өз заманиниң йетилгән данишмәнлиридин мәслиһәт сориди. 14Данишмәнләрдин униң йеқинлири Каршина, Шәтар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсина вә Мәмуханлар еди. Улар Персийә вә Медиядики йәттә алий әмәлдар болуп, падиша билән дайим көрүшәләйдиған вә империядә алдинқи орунда туридиған кишиләр еди. 15Падиша улардин: — Мәнки падиша Аһашвируш һәрәмъағисини әвәтип, ханиш Ваштиға әмир йәткүзгән едим. Лекин у әмримни орунлимиди. Қанун бойичә уни қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди. 16Мәмуқан буниңға җававән падиша вә башқа алий әмәлдарларға мундақ деди: — Ханиш Вашти падишаниң алдида әмәс, бәлки падишаниң барлиқ өлкиләрдики алий әмәлдарлириниң, шундақла пүткүл хәлиқләрниң алдидиму хаталиқ өткүзүпту! 17Чүнки ханишниң қилған бу иши империямиздики һәммә аялларниң арисиға тарқилиши биләнла, бу иш уларниң өз әрлирини көзигә илмаслиғиға сәвәп болиду. Улар: «Падиша Аһашвируш ханиш Ваштини һозуриға тәклип қилған екән, амма у беришни рәт қипту», дейишиду. 18Персийә вә Медиядики әмәлдарларниң ханимлири ханишниң бу ишини аңлиған һаман әрлиригә шундақ муамилә қилишқа башлайду. Буниң билән аилидә мәнситмәслик билән хапилиқ үзүлмәйду. 19Әгәр алийлири халисила, буниңдин кейин Вашти падишаниң һозуриға кәлмисун, дәп әмир чүшәргәйла вә бу әмирни яздуруп, Персийә билән Медияниң қануниға өзгәрмәс қилип киргүзгәйла вә алийлири униң ханишлиқ орнини униңдин яхширақ бирсигә бәргәйла. 20Падиша әмри чоң империялириниң һәммә җайлириға җакаланғандин кейин, һәммә аяллар өз әрлириниң мәртивисиниң бар-йоқлуғидин қәтъий нәзәр, уларни һөрмәт қилидиған болиду, — деди. 21Падиша вә униң алий әмәлдарлири бу пикирни тоғра көрди, шуңа падиша Мәмуқанниң тәкливи бойичә иш қилди. 22Падиша һәр бир өлкә хәлқиниң өз тил-йезиғида империяниң һәммә җайлириға: «Һәр бир әр өз аилисиниң ғоҗайинидур», дәп һөкүм чиқарди. *10. Һәрәмъағилири ордидики нурғун ишларда муһим орунда туридиған хизмәтчиләр болуп, көп һалларда улар орда тоқаллирини башқуруш ишиға җавапкәр болатти. Улар пичиветилгән әрләр болуп, қизларға чеқилматти вә пәрзәнтму қалдуралматти.
2 Әстирниң ханиш болуши 1Падиша Аһашвирушниң ғәзиви қайтқандин кейин, Вашти вә униң қилғанлири һәм униң үстидин чиқирилған өз буйруғи һәққидә ойлайдиған болди. 2Падишаниң мәхсус хизмәткарлири падишаға: — Алийлири үчүн яш вә чирайлиқ қизлар тепип кәлтүрүлсун. 3Бу чирайлиқ қизларни Суза шәһиридики һәрәмханиға* жиғип келиш үчүн империялириниң һәр қайси өлкилиригә әмәлдарлар тайинлансун. Қизлар орда тоқаллириға җавапкәр һәрәмъағиси Һегайниң башқурушида болсун вә пәдәз мулазимити билән тәминләнсун. 4Андин өзлиригә яққан қиз Ваштиниң орниға ханиш болсун, — дәп тәклип бәрди. Бу тәклип падишаға яққачқа, у шундақ қилди. 5Суза шәһиридә Мордикай исимлиқ бир йәһудий болуп, у Бинямин қәбилисидин болған Яирниң оғли еди. Яир Шимәйниң оғли, Шимәй болса Кишниң оғли еди. 6Бабил падишаси Нәбукәднәсәр Йерусалимдин йәһудийә падишаси Йәконйәни бир топ адәмләр билән биллә әсир қилип елип кәлгәндә, Кишму шуларниң ичидә еди. 7Мордикайниң Әстир исимлиқ бир нәврә сиңлиси болуп, униң ибранийчә исми Һадаса еди. У бир гөзәл, келишкән қиз болуп, ата-аниси түгәп кәткәндин кейин Мордикай уни өз қизи қилип беқивелип, чоң қилған еди. 8Падишаниң пәрмани билән нурғун қизлар Суза шәһиридики һәрәмханиға кәлтүрүлгәндә, Әстирму ордидики қизларға җавапкәр болған Һегайға тапшурулди. 9Әстир Һегайға яқти. Һегай униңға илтипат қилип, дәрһал уни пәдәз мулазимити вә алаһидә йемәкликләр билән тәминлиди. Шундақла у ордидин йәттә кенизәкни униң хизмитини қилишқа таллап, Әстир вә уларға һәрәмханидин әң яхши җайни бәрди. 10Әстир өз хәлқи вә уруқ-әҗдади һәққидә һеч кимгә һеч немә ейтмиди, чүнки Мордикай униңға бу тоғрисида еғиз ачмаслиқни буйруған еди. 11Мордикай Әстирниң һал-әһвалидин хәвәр елиш вә униңға қандақ муамилә қилиниватқанлиғини билиш үчүн, һәр күни һәрәмхана һойлисиниң әтрапида меңип жүрди. 12Рәсмийәт бойичә һәр бир яш қиз падиша Аһашвирушниң һозуриға кириш үчүн, өз новити келиштин бурун алтә ай мурмәкки йеғи билән, алтә ай хуш пурақ әтир вә майлар билән, җәми он икки ай пәдәз қилиниши керәк еди. 13Қиз падишаниң һозуриға киргәндә, һәрәмханидин ордиға немини елип кетишни халиса, униңға шу нәрсиләр бериләтти. 14Кәчқурун падиша һозуриға киргән қиз әтиси әтигәндә ордидики һәрәмханиниң башқа бир бөлүмигә әвәтиләтти. У һәрәмхана тоқалларни башқурғучи һәрәмъағиси Шаашғазниң назарити астида еди. Пәқәт падишаға яққан, исми атап чақирилған қизла қайтидин униң һозуриға кирәләтти. 15Әстирниң, йәни Абиһаил қизиниң (Мордикай беқивалған өзиниң бир нәврә сиңлиси) падиша һозуриға кириш новити кәлгәндә, һәрәмъағиси Һегай униңға немини елиш һәққидә тәклип бәргән болса, шуни алди вә башқа һеч нәрсә соримиди. Әстирни көргәнләрниң һәммиси уни яқтуруп қалатти. 16Шундақ қилип, Аһашвируш империясиниң йәттинчи жили онинчи айда,* йәни Тәбәт ейида Әстир падиша Аһашвирушниң ордисиға кәлтүрүлди. 17Падиша Әстирни барлиқ аяллардин яхши көрди. У падишаниң илтипати вә амрақлиғиға барлиқ қизлардин артуқ сазавәр болғачқа, падиша униң бешиға ханишлиқ таҗини кийдүрүп, Ваштиниң орниға ханиш қилди. 18Кәйнидин падиша һәммә алий әмәлдарлири вә бәглиригә Әстирниң шәрипи үчүн бир чоң зияпәт бәрди. Һәммә өлкиләрдә мәйрәм елан қилинди вә мәртлик билән соғилар берилди. Мордикайниң падишаниң һаятини қутқузуши 19Қизлар иккинчи қетим һәрәмханиға жиғилғанда, Мордикай ордида мәнсәпкә еришкән еди. 20Әстир Мордикайниң тапилиши бойичә өзиниң хәлқи вә уруқ-әҗдади һәққидә йәнила һеч кимгә һеч немә ейтмиди. Әстир Мордикайға униң тәрбийисидики вақтида бойсунғандәк бойсунатти. 21Мордикай ордида хизмәт қилған мәзгилдә, орда дәрвазисида күзәтчилик қилидиған Биғтан вә Тәрәш исимлиқ икки һәрәмъағиси болуп, улар падиша Аһашвирушқа интайин ғәзәплинип, уни өлтүрүветишни қәстләп жүрәтти. 22Мордикай бу сүйиқәстни билип қелип, ханиш Әстиргә мәлум қилди. Әстир бу ишни Мордикайниң намидин падишаға йәткүзди. 23Тәкшүрүлүш арқилиқ бу ишниң растлиғи испатланғандин кейин, бу икки киши дарға есип өлтүрүлди. Бу вақиә падишаниң көз алдида империяниң хатирә дәптиригә йезип қоюлди. *3. Хан-падишаларниң вә бәзи алаһидә һоқуқлуқ жуқури мәнсәпдарларниң аял-қизлири үчүн мәхсус аҗритилған җай. *16. «Әстирдә» әгәр айлар номер бойичә елинған болса, ибраний календаридики вақитни көрситиду. Әгәр айлар исми билән елинған болса, парс календаридики вақитни көрситиду. Ушбу айәттики вақит милади календари бойичә тәхминән миладидин бурунқи 478-жилниң он иккинчи ейиға тоғра келиду.
3 Һаманниң йәһудийларниң нәслини йоқитиш сүйиқәсти 1Бу ишлардин кейин падиша Аһашвируш Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаманниң мәртивисини барлиқ әмәлдарларниңкидин жуқури өстүрди. Мәртивә җәһәттә Һаман падиша Аһашвирушниң кәйнидила туратти. 2Ордидики пүтүн әмәлдарларниң һәммиси падишаниң буйруғинидәк Һаманниң алдидин өткәндә, униңға егилип тазим қилишатти. Пәқәт Мордикайла егилмәтти һәм тазим қилматти. 3Буни көргән ордидики башқа әмәлдарлар униңдин: — Падишаниң әмригә бойсунмиғиниңиз немиси? — дәп сориди. 4Улар Мордикайға бу гәпни һәр күни десиму, амма Мордикай уларниң сөзигә қулақ салмиди. Мордикай уларға чүшәндүрүп: — Мән йәһудий, Һаманға тазим қилмаймән, — деди. Шуниң билән улар Һаманниң Мордикайниң бу ишиға йол қойидиған-қоймайдиғанлиғини билип беқиш үчүн, бу гәпни униңға дәп қойди. 5Һаман Мордикайниң униңға егилип тазим қилмиғанлиғини көрүп интайин ғәзәпләнди. 6У йәнә Мордикайниң йәһудий екәнлигини билиши билән, ялғуз Мордикайниң өзинила җазалаш азлиқ қилидикән дәп қариди. Шуңа у Аһашвируш империясидики пүтүн йәһудийларни, йәни Мордикайниң хәлқини қирип ташлашни планлиди. 7Аһашвируш империясиниң он иккинчи жили биринчи айда, йәни Нисан ейида* бу планниң әмәлгә ашурулушиға бир күнниң бәлгүлиниши үчүн Һаманниң алдида пур (чәк) тартилди. Чәктә он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни,* тәхминән бир жилдин кейинки вақит чиқти. 8Андин Һаман падиша Аһашвирушқа: — Империялириниң һәммә өлкилиригә чечилип кәткән, шундақла өм яшайдиған бир хәлиқ бар. Уларниң қанунлири башқа хәлиқләрниң қанунлириға охшимайду. Улар империямизниң қанунлириға бойсунмайду. Уларниң яшишиға йол қоюш империямизниң мәнпийитигә пайдисиздур. 9Әгәр алийлири халисила, уларни йоқитиш үчүн мәктүп яздурғайла. Мән империямизниң мәмурий хираҗити үчүн ғәзинигә үч йүз атмиш миң кило күмүч тапшурушқа капаләтлик қилимән, — дәп мәлум қилди. 10Шуниң билән падиша қошулғанлиғини билдүрүп, өзиниң мөрлүк үзүгини йәһудийларниң дүшмини болған Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаманға бәрди. 11Падиша униңға: — Бу күмүчләр өзәңгә қалсун. У хәлиқни қандақ қилимән десәң, шундақ қил! — деди. 12Шуңа биринчи айниң он үчинчи күни* Һаман падишаниң хәтчилирини жиғип, империяниң һәммә өлкилиридики рәислири, бәглири вә алий әмәлдарлириға қарита мәктүп яздурди. Мәктүпләр һәр бир өлкә хәлқиниң өз тил-йезиғида болуп, улар падишаниң намидин йезилди. Шундақла уларға падишаниң мөрлүк үзүги бесилди. 13Мәктүпләр чапармәнләр арқилиқ падишаниң қол астидики һәммә өлкиләргә әвәтилди. Мәктүпләрдә: «Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни* йәһудийларниң қери-яш, әр-аял вә бала-җақилириниң һәммиси бир күн ичидә қирилсун, өлтүрүлсун, йоқ қилинсун, мал-мүлүклири талан-тараҗ қилинсун», дәп йезилған еди. 14Һәммә адәмниң шу күни тәйяр болуп туруши үчүн, мәктүпниң көчүрмә нусхиси һәр қайси өлкиләрдә пәрман болуп, һәммә пухраларға алдин елан қилинмақчи болди. 15Падишаниң әмригә бенаән, мәзкүр пәрман Суза шәһиридә елан қилинди. Чапармәнләр пәрманни дәрһал һәр қайси өлкиләргә елип беришти. Бу вақитта падиша билән Һаман буни тәбрикләш йүзисидин шарап ичишкә олтарди. Суза шәһири болса бесәрәмҗанлиқта қалди. *7. Милади календари бойичә тәхминән миладидин бурунқи 472-жилниң төртинчи ейиға тоғра келиду. *7. Милади календари бойичә үчинчи айниң йәттинчи күнигә тоғра келиду. *12. Милади календари бойичә төртинчи айниң он йәттинчи күнигә тоғра келиду. *13. Милади календари бойичә үчинчи айниң йәттинчи күнигә тоғра келиду.
4 Мордикайниң Әстирдин ярдәм сориши 1Мордикай бу ишлардин хәвәр тапқандин кейин интайин қайғуруп, кийимлирини житип, матиға йөгинип, бешиға күл чечип, Суза шәһирини айлинип жүрүп, наһайити қаттиқ аһу-пәрият көтәрди. 2У орда дәрвазисиға келип, тохтап қалди. Чүнки бәлгүлимә бойичә матиға йөгәнгән кишиләр ордиға киргүзүлмәтти. 3Падишаниң пәрмани қайси өлкигә йетип кәлсә, у йәрдики йәһудийлар қайғуруп, налә-пәрият қилишти. Улар роза тутуп, көз йеши қилип, һаза тутушти, нурғун кишиләр матиға йөгинип, күлгә милинип йетишти. 4Әстирниң хизмитини қилидиған кенизәкләр билән һәрәмъағилири Мордикай һәққидә Әстиргә хәвәр йәткүзгәндә, у интайин беарам болуп, Мордикайға кийим-кечәкләрни әвәтип, униң матини ташлаветишини тәләп қилди. Лекин Мордикай қобул қилмиди. 5Әстирниң хизмитигә тайинланған падишаниң Һатак исимлиқ бир һәрәмъағиси бар еди. Әстир уни чақиртип, Мордикайниң йениға берип, зади немә ишниң уни қийнаватқанлиғини вә немишкә ундақ болғанлиғини билип келишкә әвәтти. 6Шуниң билән Һатак орда дәрвазиси алдидики мәйданда Мордикай билән көрүшти. 7Мордикай йүз бәргән ишларни униңға бир-бирләп ейтип бәрди, шундақла Һаманниң йәһудийларни йоқитиш үчүн дөләт ғәзинисигә қанчилик пул сәдиқә қилишни вәдә қилғанлиғиниму деди. 8Мордикай униңға йәнә Сузада елан қилинған йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики пәрманидин бир нусха бәрди. Мордикай униң бу пәрманни Әстиргә тапшуруп беришини һәм Әстиргә әһвални чүшәндүрүп, униң падишаға ялвуруп, өз хәлқиниң бир қошуқ қенини тилишини тәләп қилди. 9Һатак қайтип Мордикайниң тәливини Әстиргә йәткүзди. 10Әстир: — Мордикайға мону гәпләрни йәткүз, — дәп Һатакни йәнә әвәтти. 11— Падиша ордисида хизмәт қиливатқанлар вә падишаниң қол астидики хәлиқлири шуни билидуки: Әр яки аял болушидин қәтъий нәзәр, қайси бир киши чақирилмай ичкирики һойлиға — падишаниң һозуриға кирсә, қанун бойичә өлтүрүлиду. Пәқәт падиша униңға қолидики алтун сәлтәнәт һасисини узитип қалса, у тирик қалиду. Мени болса падиша чақирмиғили бир ай болди. 12Әстирниң бу гәплири Мордикайға йәткүзүлди. 13Мордикай Әстиргә мундақ җавап әвәтти: — Йәһудийларниң һәммиси өлтүрүлидиған йәрдә сән һәргизму «ордида яшиғанлиғим үчүн аман қалимән» дәп ойлимиғин. 14Әгәр мошу вақитта сән сүкүт қилсаң, йәһудийларға башқа җайдин ярдәм келиду, улар қутулуп қалиду, лекин сән пүтүн уруқ-җамаитиң билән қошулуп өлисән. Ким билиду, бәлким сән мошу вақитлар үчүн ханишлиқ мәртивисигә еришкәндурсән? 15Әстир кейин Мордикайға мундақ җавап қайтурди: 16— Сиз берип, Суза шәһиридики барлиқ йәһудийларни жиғиң, силәр мән үчүн роза тутуңлар, үч кечә-күндүз һеч нәрсә йемәңлар, һеч нәрсә ичмәңлар. Мәнму кенизәклирим билән шундақ қилимән. Андин мән қанунға хилап болсиму, падишаниң алдиға киримән. Буниң үчүн өлсәмму мәйли. 17Шундақ қилип, Мордикай кәтти вә Әстирниң тапилиғинидәк қилди. 5 Әстирниң падиша билән Һаманға зияпәт бериши 1Үчинчи күни Әстир шаһанә кийимини кийип, ординиң ичкирики һойлиға, йәни падишаниң тәхти қоюлған падиша ханиси удулидики һойлиға кирди. Падиша өз ханисидики ишикниң удулидики тәхтидә олтиратти. 2Падиша ханиш Әстирниң ичкирики һойлида турғинини көрүп, ханиш униң нәзәридә илтипат тапқачқа, алтун сәлтәнәт һасисини униңға узатти. Шуниң билән Әстир униң алдиға берип, һасиниң учини тутти. 3Падиша униңдин: — Әй ханиш Әстир! Немә болди? Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. 4— Әгәр алийлири халисила, бүгүн Һаман билән биргә сили үчүн тәйярлиған зияпитимгә кәлгәйла, — деди Әстир падишаға. 5Падиша: — Әстирниң тәләп қилғинидәк, Һаманни дәрһал елип келиңлар, — деди. Шундақ қилип, падиша зияпәткә Һаман билән биллә барди. 6Шарап ичиливатқанда, падиша Әстирдин йәнә: — Илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. 7-8— Мениң илтимасим вә тәливим шуки: Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болсам, алийлири халисила, әтә өзлири Һаман билән биргә иккилири үчүн тәйярлиған зияпитимгә қатнишип бәргәйла. Шу чағда силиниң сориғанлириға җавап берәй, — деди Әстир. Һаманниң Мордикайни қәстләш плани 9Һаман зияпәттин көңли хуш қайтти. Лекин у орда дәрвазиси алдидин өткинидә, Мордикайниң у йәрдә орнидин мидирлимай олтарғинини, өзидин бир азму әймәнмигәнлигини көрүп интайин ғәзәпләнди. 10Лекин у ғәзивини бесивелип, өйигә қайтип, ағинилирини чақиртти вә аяли Зәрәшниму кәлтүрди. 11Һаман уларға өзиниң чәксиз байлиғи вә пәрзәнтлириниң көплүги һәққидә по атти, шундақла падишаниң униң мәртивисини қандақ өстүрүп, барлиқ алий әмәлдарлар билән бәгләрдин жуқури қилғанлиғини ағзи ағзиға тәгмәй сөзлиди. 12Һаман йәнә: — Булардин башқа ханиш Әстир бәргән зияпәткә падиша билән мәндин башқа һеч ким тәклип қилинмапту. У йәнә падиша билән мени әтики зияпәткә тәклип қилди! 13Бирақ мән қачанла һелиқи йәһудий Мордикайниң орда дәрвазиси алдида олтарғинини көрсәм, бу ишларниң һәммисиниң маңа һеч бир әһмийәтсиз екәнлигини һис қилимән, — деди. 14Униң аяли вә ағинилири униңға: — Сиз буйруқ чүширип, оттуз йәттә гәз* егизликтә бир дар тәйярлитиң вә әтә әтигәндә падишадин Мордикайни дарға есишни тәләп қилиң. Шундақ қилғанда, зияпәткә хошал-хорам барисиз, — дәп тәклип беришти. Һаман буни яхши мәслиһәт дәп билип, егиз бир дар тәйярлатти.
6 Падишаниң Мордикайға шан-шәрәп бериши 1Шу күни кәчтә падишаниң уйқуси кәлмигәчкә, империяниң хатирә дәптирини алдуруп оқутти. 2Хатирә дәптәрниң: «Мордикай падишани йошурун өлтүрүш һәққидики бир сүйиқәстни паш қилған, бу сүйиқәстни орда дәрвазисини күзәт қилидиған Биғтан билән Тәрәш исимлиқ икки һәрәмъағиси планлиған», дәп йезилған йеригә кәлгәндә, 3падиша: — Бу иш үчүн Мордикай қандақ мукапатланди, униңға қандақ иззәт-һөрмәт көрситилди? — дәп сориди. Падишаниң хизмәткарлири: — Униңға һеч нәрсә берилмәпту, — дәп җавап беришти. 4— Орда һойлисида ким бар? — дәп сориди падиша. Бу чағда Һаман Мордикайни яситип қойған дарға есишқа падишадин иҗазәт сораш үчүн орда һойлисиға әндила киргән еди. 5Шуңа падишаниң хизмәткарлири униңға: — Һойлида Һаман туриду, — дәп җавап бәрди. — Уни киргүзүңлар! — деди падиша. 6Һаман киргәндә, падиша униңдин: — Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған кишигә немә қилинса болиду? — дәп сориди. Һаман өз көңлидә: «Падиша мәндин башқа кимгиму иззәт-һөрмәт көрситәр еди», дәп ойлиди 7-8вә падишаға: — Падишайимиз иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши үчүн өзлири кийгән шаһанә кийим, өзлири мингән таҗа тақалған ат елип келинсун. 9Андин падишаниң әң һөрмәтлик алий әмәлдарлиридин бири у кишигә шаһанә кийим кийдүрүп, уни атқа миндүрүп, шәһәр мәйданини айландуруп: «Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши мана мошундақ қилиниду», дәп униң алдида җар салсун, — деди. 10Шундақ қилип, падиша Һаманға: — Дәрһал шаһанә кийим билән атни кәлтүрүп, һазирқи дегиниң бойичә орда дәрвазиси алдида олтарған йәһудий Мордикайға шундақ қил! Ейтқанлириңдин бирәрсиму кам қилинмисун! — дәп буйриди. 11Һаман шаһанә кийим билән атни кәлтүрди. Мордикайға шаһанә кийим кийдүрүп, атқа миндүрди вә уни шәһәр мәйданиға елип берип айландуруп: — Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши мана мошундақ қилиниду, — дәп униң алдида җар салди. 12Шуниңдин кейин Мордикай ордидики вәзиписини давамлаштурушқа қайтип кәлди. Һаман болса бешини чүмкәп, ғәмкин һалда дәрһал өйигә қайтип кәтти. 13У өзи дуч кәлгән ишларни аяли Зәрәшкә вә барлиқ ағинилиригә бир-бирләп сөзләп бәрди. Аяли вә мәслиһәтчилири униңға: — Сиз йеңилип қелишқа башлиған Мордикай йәһудий нәслидин болғачқа, униңға тақабил туралмайсиз, сиз униң көз алдида чоқум йеңилип қалисиз, — деди. 14Улар сөзлишип турғинида, ординиң һәрәмъағилири келип, Һаманни Әстирниң тәйярлиған зияпитигә беришқа алдиратти. 7 Һаманниң дарға есип өлтүрүлүши 1-2Шуниң билән падиша Һаман билән биллә Әстирниң зияпитигә барди. Шарап ичиливатқанда, падиша Әстирдин йәнә: — Әй ханиш Әстир! Илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. 3Әстир: — Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болған болсам, алийлири халисила, илтимасим үчүн җенимни қутулдурғайла. Тәливим үчүн хәлқимниң һаятини сақлиғайла. 4Мән вә хәлқим қирилип, өлтүрүлүп, йоқ қилинишқа сетилип кәттуқ. Әгәр биз пәқәт қул вә хизмәткарлиққа сетилип кәткән болсақ, мән сүкүт қилар едим, чүнки бизниң азап-оқубәт тартишимиз падишаға елип келидиған көңүлсизлик билән селиштурғанда һеч гәп әмәс, — дәп җавап бәрди. 5У вақитта падиша Аһашвируш ханиш Әстирдин: — У ким екән? Бундақ қилишқа җүръәт қилалайдиған киши қәйәрдә екән? — дәп сориди. 6— Бизниң әшәддий дүшминимиз дәл бу яман Һаманниң өзи! — дәп җавап бәрди Әстир. Һаман падиша вә ханиш алдида титирәп кәтти. 7Падиша ғәзәп билән орнидин туруп, зияпәтханидин орда гүлзарлиғиға чиқип кәтти. Һаман падишаниң өзини бош қоювәтмәйдиғанлиғини билип, ханиш Әстирдин бир қошуқ қенини тиләш үчүн қалди. 8Падиша орда гүлзарлиғидин зияпәтханиға қайтип киргинидә, Һаман ханиш Әстир янпашлап ятқан узун орундуққа өзини ташлап ятатти. Падиша: — Мән туруқлуқ, у мениң ордамда ханишқа әдәпсизлик қиливатамду немә? — дәп вақириди. Падиша шундақ дейиши биләнла һәрәмъағилири Һаманниң баш-көзини чүмкәп, уни өлтүрүшкә тәйяр болди. 9Падишаниң алдида туруватқан һәрәмъағилиридин Һарбона исимлиқ бирси: — Һаман алийлириниң һаятини қутқузған Мордикайни есиш үчүн оттуз йәттә гәз егизликтә ясатқан дар униң һойлисида туриду! — деди. — Униңға Һаманниң өзини есиңлар! — дәп әмир қилди падиша. 10Шуниң билән Мордикайни асмақчи болған дарға Һаманниң өзи есилди. Шундила падишаниң ғәзиви бесилди. 8 Мордикай билән Әстирниң өз хәлқини қутқузуши 1Шу күни падиша Аһашвируш йәһудийларниң дүшмини Һаманниң пүтүн өй-җай, мал-мүлкини ханиш Әстиргә бәрди. Мордикайниң падишаниң һозуриға киришигә иҗазәт берилди. Чүнки Әстир падишаға униң өз туққини екәнлигини ейтип бәргән еди. 2Падиша Һамандин тартивелинған мөрлүк үзүкни Мордикайға бәрди. Әстир Мордикайға Һаманниң өй-җай, мал-мүлкини башқурушни һавалә қилди. 3Әстир йәнә падишаниң айиғиға жиқилип, жиғлап туруп, униңдин Агагниң нәслидин болған Һаманниң йәһудийларниң нәслини йоқитиш сүйиқәстини бекар қилишини ялвуруп сориди. 4Падиша Әстиргә алтун сәлтәнәт һасисини узатқан еди, Әстир падишаниң алдида орнидин туруп: 5— Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болған болсам, алийлири тоғра тепип, мәндин мәмнун болсила, алийлири халисила, бир әмир чүширип, Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаманниң империялириниң һәммә өлкилиридики йәһудийларни йоқитиш үчүн яздурған мәктүплирини бекар қилғайла. 6Мән хәлқимниң йоқитилишиға, туққанлиримниң қирилишиға қандақму чидап туралаймән? — деди. 7Падиша Аһашвируш ханиш Әстир билән йәһудий Мордикайға мундақ деди: — Һаман йәһудийларни қирип ташлимақчи болғанлиғи үчүн, уни дарға астурдум вә мал-мүлкини Әстиргә бәрдим. 8Әнди халиғиниңларчә, мениң намимда йәһудийларға мәктүп йезип, мөрлүк үзүгүмни бесиңлар. Шуни есиңларда тутуңларки, падишаниң намидин йезилип, падишаниң мөрлүк үзүги бесилған һәр қандақ мәктүп бекар қилинмайду. 9Шуниң билән үчинчи айниң, йәни Шиван ейиниң жигирмә үчинчи күни* Мордикай падишаниң хәтчилирини жиғип, йәһудийларға вә Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған империяниң җәми бир йүз жигирмә йәттә өлкисидики рәислири, бәглири вә әмәлдалириға қарита мәктүп яздурди. Мәктүпләр һәр бир өлкиниң өз тил-йезиғида, шундақла йәһудийларниң тил-йезиғида йезилди. 10Мордикай падиша Аһашвирушниң намидин яздурған бу мәктүпләргә униң мөрлүк үзүгини бастурди вә уларни ордидики чапқур атларға мингән чапармәнләр арқилиқ тарқатти. 11Мәзкүр мәктүпләрдә падиша һәр қайси шәһәрләрдики йәһудийларниң өзини қоғдаш үчүн бирлишишигә иҗазәт бәргән. Йәһудийларниң өзлиригә һуҗум қилмақчи болған һәр қандақ милләт вә өлкидин болған адәмләрни вә уларниң хотун-балилирини қиришиға, өлтүрүшигә, йоқ қилишиға вә уларниң мал-мүлүклиригә егә болушиға рухсәт берилгән. 12Бу иш пүтүн өлкиләрдә он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни,* йәни әслидә йәһудийларни қирғин қилишқа бәлгүләнгән күни, бир күн ичидә иҗра қилинсун, дәп бәкитилди. 13Бу мәктүпниң көчүрмә нусхиси барлиқ өлкиләрдә пәрман болуп җакалинидиған вә һәммә адәмгә уқтурулидиған болди. Шундақ болғанда, йәһудийлар дүшмәнлиридин шу күни интиқам елишқа тәйяр болалатти. 14Чапармәнләр ордидики чапқур атларға минип падишаниң буйруғи бойичә җиддий атланди, Суза шәһиридиму бу пәрман елан қилинди. 15Мордикай ақ вә көк шаһанә кийимни кийип, кәндир жиптин тоқулған сөсүн рәң йәңсиз йепинчисини йепинип, чоң алтун таҗини тақап, падишаниң һозуридин чиқти. Суза шәһири хошаллиқ тән-тәнилиригә чөмди. 16Йәһудийларға нисбәтән бу чағ бәхит-саадәткә еришкән, шат-хорамлиқ вә иззәт-һөрмәткә толған чағ болди. 17Падишаниң пәрмани һәммә өлкә вә шәһәрләргә йетип барғанда, уни аңлиған йәһудийлар шатлиққа толуп, хошаллиқ зияпити беришти, мәйрәм қилиш арқилиқ тәбрикләшти. Нурғун йәрлик аһалиләр йәһудийлардин қорқушуп, йәһудий болушти. *9. Милади календари бойичә алтинчи айниң жигирмә бәшинчи күнигә тоғра келиду. *12. Милади календари бойичә үчинчи айниң йәттинчи күнигә тоғра келиду.
9 Йәһудийларниң өз дүшмәнлирини мәғлуп қилиши 1Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни* кәлди. Бу падишаниң пәрманиниң орунлинидиған күни, шундақла йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин ғалип келишкә үмүт бағлиған күн еди. Әксичә бу күндә йәһудийлар уларниң үстидин ғалибә қилди. 2Йәһудийлар өзлиригә зиянкәшлик қилғучиларға қарши туруш үчүн падиша Аһашвирушниң пүтүн өлкилиридики өзлири турушлуқ шәһәрләрдә жиғилишти. Җайлардики хәлиқләр улардин қорқушатти. Шуңа уларға һеч ким қаршилиқ көрситәлмиди. 3Пүтүн өлкиләрниң рәислири, алий әмәлдарлири, бәглири вә орда ишлириға җавапкәр хадимлар Мордикайдин қорққачқа, йәһудийларға ярдәм беришти. 4Чүнки Мордикайниң һоқуқ даириси барғансири кәңийиш билән у ордида интайин абройлуқ болуп, униң нам-шөһрити барлиқ өлкиләргә тарқалған еди. 5Шуңа йәһудийлар өз дүшмәнлиригә халиғинини қилди. Улар дүшмәнлирини қилич билән қирип йоқатти. 6Йәһудийлар Суза шәһиридила бәш йүз кишини өлтүрди. 7-10Уларниң ичидә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һамадатаниң оғли болған Һаманниң он оғлиму, йәни Паршандата, Далпун, Аспата, Пората, Адаля, Аридата, Пармашта, Арсай, Аридай вә Вайзаталарму бар еди. Йәһудийлар дүшмәнлирини өлтүрди, лекин уларниң һеч қандақ мал-мүлкини олҗа алмиди. 11Шу күни Суза шәһиридә өлтүрүлгәнләрниң сани падишаға мәлум қилинған еди, 12падиша ханиш Әстиргә: — Йәһудийлар ялғуз Суза шәһиридила бәш йүз адәм өлтүрүпту. Өлтүрүлгәнләрниң ичидә Һаманниң он оғлиму бар екән, империяниң башқа өлкилиридә йәнә немә ишлар қилғандур? Әнди илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Йәнә немә тәливиң бар? Дегиниң болиду, — деди. 13Әстир: — Алийлири халисила, Сузадики йәһудийларниң әтиму бүгүнки пәрман бойичә иш қилишиға иҗазәт бәргәйла һәм Һаманниң он оғлиниң җәсәтлирини дарға астурғайла, — дәп җавап бәрди. 14Падиша шу бойичә пәрман чүшәрди вә бу пәрман Сузада җакаланди. Һаманниң он оғлиниң җәсәтлири дарға есилди. 15Адар ейиниң он төртинчи күни* Сузадики йәһудийлар йәнә бир қетим җәм болуп, Сузада үч йүз адәмни қирди. Лекин улар охшашла мал-мүлкини олҗа алмиди. 16Адар ейиниң он үчинчи күни* империяниң һәр қайси өлкилиридики башқа йәһудийларму жиғилишип өзлирини қоғдашқан еди. Өзлиригә өчмәнлик қилған йәтмиш бәш миң кишини өлтүрүп, арам тапқан еди. Лекин мал-мүлүккә қол тәккүзмигән еди. 17Иккинчи күни улар дәм алди һәм бу күнни хошаллиқ зияпити күни қилип бәлгүлиди. 18Сузадики йәһудийлар болса Адар ейиниң он үчинчи, он төртинчи күнлири* жиғилишип өзлирини қоғдашти. Он бәшинчи күни* дәм алди һәм бу күнни хошаллиқ зияпити күни қилип бәлгүлиди. 19Шуңа кичик йеза-кәнтләрдә туридиған йәһудийлар Адар ейиниң он төртинчи күнини* хошаллиқ зияпити беридиған арам елиш күни қилип, бир-биригә соғилар тәғдим қилишидиған болди. Пурим мәйриминиң келип чиқиши 20Мордикай бу ишларни хатириләп, пүтүн Аһашвируш империясиниң жирақ-йеқин өлкилиридики йәһудийларға мәктүп йезип әвәтип, 21уларниң һәр жили Адар ейиниң он төртинчи вә он бәшинчи күнини* һейт күни қилишлирини буйриди. 22Бу күнләр йәһудийларниң дүшмәнлиридин арам тапқан күнләр, бу ай йәһудийларниң қайғулири шатлиққа, муң-зарлири хошаллиққа айланған ай еди. Уларниң бу күнләрни зияпәтләр бериш билән өткүзүп, өз ара, шундақла кәмбәғәлләргә соғилар беришлири буйрилди. 23Буниң билән йәһудийлар Мордикайниң өзлиригә йезип қалдурғини бойичә иш қилди вә башлиған бу һейтни давамлаштурушни қарар қилишти. 24Йәһудийларниң әшәддий дүшмини Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаман йәһудийларни йоқитиш сүйиқәстини планлиған еди. У йәһудийларни йоқитиш үчүн пур (чәк) тартиш арқилиқ бир күнни бәлгүлигән еди. 25Лекин Һаманниң сүйиқәсти падишаниң қулиғиға йәткәндә, падиша Һаманниң өзи планлиған йәһудийларға зиянкәшлик қилиш плани униң өз бешиға кәлсун, дәп әмир яздурған еди. Шуниң билән Һаман һәм униң оғуллириниң һәммиси дарға есилған еди. 26Һаман тартқан чәк «пур» дәп аталғачқа, йәһудийлар хатирилигән бу күнләрму «пурим» дәп аталди. Йәһудийлар Мордикай язған мәктүп, өзлириниң көргәнлири вә бешидин өткүзгәнлири сәвәвидин 27өзлири, әвлатлири вә улар билән бирләшкән кишиләр үчүн бир әнъәнә бәлгүләп, Мордикайниң йезип қалдурғини бойичә һәр жили бу икки күнни хатириләшни қарар қилди. 28Улар һәм бу күнләр империяниң һәр бир өлкә вә шәһәрлиридә, һәммә аилиләрдә хатирилиниши вә әвлаттин әвлатқичә давамлишиши керәк, бу күнләрниң йәһудийлар арисида хатирилиниши һеч қачан тохтап қалмаслиғи, шундақла йүз бәргән ишлар әвлатлар тәрипидин һәргиз унтулуп қалмаслиғи керәк, дәп қарар қилди. 29Абиһаилниң қизи ханиш Әстирму йәһудий Мордикай бурун язған мәктүптәк бир парчә мәктүп йезип, ханишлиқ һоқуқи билән Пурим мәйримини өткүзүшни қоллиди. 30Бу мәктүпләр падиша Аһашвируш һакимийити астидики бир йүз жигирмә йәттә өлкидики пүтүн йәһудийларға йезилған еди. Мәктүпләрдә йәһудийларға теч-аманлиқ тиләнгән еди. 31Бу мәктүпләр Пурим мәйримини бәлгүлиди. Бу мәйрәмниң һәр жили бәлгүләнгән күнләрдә хатирилинишини йәһудий Мордикай билән ханиш Әстир оттуриға қойди. Хәлиқләр худди өзлири вә әвлатлири үчүн роза тутуш вә қарилиқ тутуш вақтини бәлгүләшни қарар қилғандәк, бу мәйрәмни өткүзүшниму қарар қилди. 32Әстирниң буйруғи Пурим мәйримигә аит қаидиләрни бәлгүлиди вә буларниң һәммиси хатирә дәптиригә йезилди. *1. Милади календари бойичә үчинчи айниң йәттинчи күнигә тоғра келиду. *15. Милади календари бойичә үчинчи айниң сәккизинчи күнигә тоғра келиду. *16. Милади календари бойичә үчинчи айниң йәттинчи күнигә тоғра келиду. *18. Милади календари бойичә үчинчи айниң йәттинчи, сәккизинчи күнлиригә тоғра келиду. *18. Милади календари бойичә тоққузинчи күнигә тоғра келиду. *19. Милади календари бойичә үчинчи айниң сәккизинчи күнигә тоғра келиду. *21. Милади календари бойичә үчинчи айниң сәккизинчи, тоққузинчи күнлиригә тоғра келиду.
10 Падиша Аһашвируш билән Мордикайниң утуғи 1Падиша Аһашвируш өз империясиниң пүтүн йәрлиридин, һәтта оттура деңизғичә болған җайлардин алван* жиғатти. 2Униң күч-қудрити, паалийәтлири вә Мордикайни қандақ өстүрүп, мәртивигә чиқарғанлиғи Персийә вә Медия падишалириниң хатирә дәптиригә йезилған еди. 3Йәһудий Мордикай өз хәлқиниң бәхтини издәп, өз миллитиниң тиничлиғини яқлиғачқа, йәһудийлар арисида иззәт тепип, қериндашлириниң қәдирлишигә еришкән еди. У мәртивә җәһәттә падиша Аһашвирушниң кәйнидила туратти.
|
||