Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири




1

Муқәддимә

1Һөрмәтлик Теофилос:

Дәсләпки хетимдә һәзрити Әйса Өзиниң вәзиписини башли­ған­дин тартип, таки асманға көтирилгичә қилған һәммә ишлирини вә бәргән барлиқ тәлимлирини баян қилған едим. 2У асманға көтири­лиш­тин илгири Худаниң Муқәддәс Роһиниң күч-қудрити билән Өзи таллиған әлчилиригә йол-йоруқларни бәргән еди. 3У өлүп, тирил­гәндин кейин қириқ күн ичидә уларға көп қетим көрүнүп, Өзиниң тирилдүрүлгәнлигиниң гумансиз екәнлигини нурғун дәлилләр билән испатлиған еди вә Худаниң Падишалиғиға даир сөзләрни қилған еди.

4Бир қетим һәзрити Әйса әлчиләр билән ғизалиниватқанда, уларға йол-йоруқ берип мундақ деди:

— Йерусалим шәһиридин кәтмәй туруп, Мән силәргә ейтқинимдәк, Худа Атам силәргә беришни вәдә қилған Муқәддәс Роһни күтүң­лар. 5Чүнки Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни суда чөмүлдүрди, силәр болсаң­лар бир нәччә күн ичидә Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүрүлисиләр.

Һәзрити Әйсаниң асманға көтирилиши

6Әлчиләр һәзрити Әйса билән җәм болған вақитта, Униңдин:

— Әй Рәббимиз, шу вақитта Исраил падишалиғини әслигә кәлтүр­мәк­чимусиз? — дәп сориди.

7Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:

— Худа Атам у вақит-саатни Өз һоқуқиға асасән бәлгүлигән. Силәр­ниң буни билишиңлар тегишлик әмәс. 8Бирақ шуни билишиңлар керәкки, Муқәддәс Роһ вуҗудуңларға чүшкәндә, силәр күч-қудрәткә толуп, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә өлкилири, һәтта дунияниң булуң-пушқақлириғичә Маңа гувачи болисиләр.

9Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип болуп, уларниң көз алдидила асманға көтирилди. Бир парчә булутниң оравелиши билән, У көпчи­лик­ниң нәзәридин ғайип болди.

10У асманға көтирилгәндә, әлчиләр көзлирини көккә тикип қаришип қалди, тосаттин уларниң йенида ақ кийим кийгән адәм қияпити­дики икки периштә пәйда болуп:

11— Әй җәлилийәликләр, немишкә бу йәрдә асманға қарап тури­си­ләр? Һәзрити Әйса асманға чиқип кәтти, бирақ У қандақ көтирилгән болса, кәлгүсидә йәнә шундақ қайтип келиду, — деди.

Йәһуданиң орниға талланған киши

12Шуниңдин кейин әлчиләр Йерусалимдин бир чақиримчә жирақ­лиқтики Зәйтун теғи дегән җайдин Йерусалимға қайтип кәлди. 13Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики һоҗриға чиқти. Уларниң арисида Петрус, Юһанна, Яқуп, Әндәр, Филип, Томас, Бартоломай, Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп, вәтәнпәр­вәр Симун вә башқа бир Яқупниң оғли Йәһудалар бар еди. 14Улар башқа мәсиһийләр билән дайим бир йәргә җәм болуп, бир нийәттә дуа-тилавәт қилишатти. Уларниң ичидә һәзрити Әйсаниң аниси Мәрийәм, һәзрити Әйсаға әгәшкән аяллар вә Униң инилириму бар еди.

15Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:

16— Бурадәрләр! Һәзрити Әйсани тутуп бәргән Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун падиша Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан Муқәддәс Язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши керәк еди. 17Йәһудаму биздәк бир әлчи болуп, биз билән биллә Худаниң хизмитидә болған еди.

18(Йәһуда қилған әскилиги төләмигә егә болған пулға бир парчә йәр сетивелип, шу йәрдә башчилап жиқилип, үчәй-қерини чугулуп өлди. 19Бу иштин хәвәр тапқан пүтүн Йерусалим аһалиси у йәрни өз тили билән «Һәқәлдәма» дәп аташти. Буниң мәнаси «қан төкүлгән йәр» демәктур.)

20Петрус сөзини давамлаштуруп мундақ деди:

— Зәбурда падиша Давутниң Йәһудаға қаритилған мону сөзлири бар:

«Униң өйи чөлгә айлансун,

Униңда һеч ким олтармисун!»

вә

«Униң вәзиписини башқа бир киши үстигә алсун!»

21-22Шуниң үчүн Рәббимиз Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, Йәһуданиң орниға бир кишини таллишимиз керәк. Бу киши һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилған күндин башлап, таки асманға көтирилгән күнгичә биз билән баштин ахир биллә болған кишиләрдин болсун, — деди.

23Шуниң билән көпчилик Йүсүп (ләқими Барсаба, грекчә исми Юстус) билән Матия дегән икки кишини алдиға чиқирип, мундақ дуа қилишти:

24-25— Әй Рәббимиз, һәммә адәмниң көңлидики йошурун ойи Саңа аян. Йәһуда өзиниң вәзиписини ташлап өлди вә өзигә тегиш­лик йәргә кәтти. Әнди у ташлавәткән әлчилик вәзиписигә егә болғучиға бу иккисидин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткин.

26Дуадин кейин улар бу икки кишигә чәк ташлаведи, чәк Матияға чиқти. Шуниң билән Матия он бир әлчиниң қатариға он иккинчиси болуп қошулди.


2

Муқәддәс Роһниң мәсиһийләргә чүшүши

1«Өтүп кетиш» һейтидин кейинки әллигинчи күни кәлгән «Ома» һейтида мәсиһийләрниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди. 2Асмандин туюқсиз гоя қаттиқ шамал чиққандәк бир аваз аңлинип, улар олтарған өйни қаплиди. 3Мәсиһийләрниң һәммиси өзлириниң үстигә худди от ялқунидәк бир нәрсиниң айрим-айрим чүшкәнлигини көрди. 4Уларниң һәммиси Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмүп, У ата қилған алаһидә қабилийәт билән өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди.

5У чағда Йерусалимда дуниядики һәр қайси дөләтләрдин кәлгән нурғун садақәтмән йәһудийларму бар еди. 6Улар бу авазни аңлап, мәсиһийләр бар йәргә җәм болушти һәм өзлириниң тиллирида сөзли­шиватқан мәсиһийләрни көрүп һаң қетип қелишти. 7Улар һәйран болуп:

— Қараңлар, сөзлишиватқанлар җәлилийәликләр әмәсму? 8Улар қандақларчә бизниң тиллиримизда сөзлишәләйду? 9Аримизда Партия, Медия, Елам, Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия, 10-11Фригийә, Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Киринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, Крит вә Әрәпстандин кәлгәнләрму бар! Йәнә Рим шәһиридин кәлгән йәһудийлар вә йәһудий диниға киргән башқа милләтләрму бар. Амма һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ ишлирини бизниң тиллиримизда махтиғанлирини аңлаватимиз! — дейишти.

12Улар тиңирқап қалғанлиғидин һәйранлиқ билән бир-биригә:

— Бу зади қандақ ишту? — дейишти.

13Бәзиләр:

— Булар убданла мәс болуп қапту! — дәп мәсқирә қилишти.

Петрусниң чүшәндүрүши

14Буни аңлиған Петрус башқа он бир әлчи билән биллә орнидин туруп, жуқури аваз билән көпчиликкә:

— Әй Йерусалим аһалилири вә башқа йәһудий қериндашлар! Силәр­гә әһвални чүшәндүрүп өтәй, сөзлиримгә қулақ селиңлар. 15Силәр бизни мәс болуп қапту дәватамсиләр? Ундақ әмәс, техи әнди әтигән саат тоққуз болди. 16Һалбуки, Худа бурун бу иш һәққидә Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтип мундақ дегән:

17«Худа шуни вәдә қилдики:

‹ Мән ахир заманда* һәммә инсанларни Муқәддәс Роһумға чөмдүримән.

Оғул-қизлириңлар Мениң пәйғәмбәрлик сөзлиримни йәткүзиду. Сөзлирим жигитләргә ғайибанә аламәтләр, чоңларға чүшләр арқилиқ йәткүзүлиду.

18У күнләрдә барлиқ әр-аял хизмәткарлирим Роһумға чөмдүрүлүп, Мәндин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзләрни сөзләйду.

19-20Сорақ қилидиған улуқ күн келиштин бурун, көктә карамәт көрситимән, йәр йүзидиму мөҗүзиләрни яритимән.

Йәрдә қан, от вә қап-қара ис-түтәкләр көрүниду, көктә қуяш нури қараңғулуққа чөкүп, айму қан рәңгигә кириду.

21Пәрвәрдигардин ниҗатлиқ тиләйдиғанларниң һәммиси қутқузулиду › ».

22Әй исраил қериндашлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар. Худа наси­рәлик Әйса арқилиқ араңларда көрсәткән мөҗүзә вә карамәтлири билән һәзрити Әйсани Өзиниң әвәткәнлигини испатлиған. Бу иш һәммиңларға мәлум. 23Һәзрити Әйса Худаниң алдин-ала билиши вә плани бойичә силәргә тапшурулди. Силәр Уни Худайимизға ишән­ми­гән яман адәмләргә тутуп берип, чапрас яғачқа миқлитип өлтүргүздүң­лар. 24Лекин У өлгәндин кейин, Худа Уни өлүмниң илкидин қутқузуп қайта тирилдүрди, чүнки өлүм Уни чирмавалалмиди. 25Падиша Давут Зәбурда У һәққидә алдин-ала мундақ ейтқан:

«Мән Пәрвәрдигарниң дайим йенимда турғанлиғини билдим.

Мән һәргиз тәврәнмәймән, чүнки У Мениң оң йенимда туруп, Маңа ярдәм бериду.

26Шуңа Мән Униңға хошаллиқ билән мәдһийә ейтимән.

Өлсәмму теним үмүт ичидә туриду.

27Чүнки Сән Мени өлүкләр диярида ташлап қоймайсән.

Сениң садиқ Хизмәткариңниң тениниңму чиришигә йол қоймайсән.

28Һәқиқий һаятлиққа йетәкләйдиған йолни Маңа көрсәттиң.

Әнди Сән Мени һозуруңда хошаллиққа чөмдүрисән».

29Қериндашлар, силәргә ениқ ейталаймәнки, бу сөзләр чоқум падиша Давутниң өзигә қаритилмайду. Чүнки әҗдадимиз Давут аләмдин өтүп, йәргә көмүлди. Униң қәбри бүгүнгичә бу йәрдә сақланмақта. 30У болса пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә өз әвладидин бирини варислиқ қилдурушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти. 31Падиша Давут Худаниң алдин-ала ейтилғанлириниң чоқум әмәлгә ашурулидиғанлиғини билип, Қутқазғучи-Мәсиһниң өлгәндин кейин тирилдүрүлидиғанлиғини, йәни өлүкләр диярида ташлап қоюлмайдиғанлиғини вә тениниң чиримайдиғанлиғини ейтқан. 32Бу сөз Худа өлүмдин тирилдүргән һәзрити Әйсаға қаритилған болуп, биз бу ишниң гувачилири. 33Худа Уни тирилдүрүп, асманға елип чиқип кәткәндин кейин, Уни чоң шан-шәрәпкә егә қилип, Өзиниң оң йенида олтарғузди. Һәзрити Әйса Худа Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни Униңдин алди вә һазир көрүватқан, аңлаватқанлириңлардәк, бу Роһни бизләргә чүшәрди.

34-35Падиша Давут һәргиз асманға чиқмиған. Униң язған мону сөзли­риму Қутқазғучи-Мәсиһкә қаритилған:

«Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики:

‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни

Айиғиң астида дәссәткүчә,

Мениң оң йенимда олтарғин! › »

36Шуниң үчүн, әй исраил қериндашлар, шуни қәтъий билишиң­лар керәкки, Худа силәр чапрас яғачқа миқлап өлтүргән һәзрити Әйсани һәм Рәббимиз, һәм бизни гуналиримиздин азат қилидиған Қутқазғучи-Мәсиһ қилип тайинлиди! — деди.

37Петрусниң бу сөзлири аңлиғучиларға жүрәккә санчилған хән­җәр­дәк күчлүк тәгди. Улар қайил болғинидин Петрус вә башқа әлчиләрдин:

— Қериндашлар, ундақта қутқузулуш үчүн қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти.

38Петрус уларға мундақ җавап бәрди:

— Гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн, яман йолли­риң­лардин йенип, товва қилиңлар һәм Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңларни көрситиш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, Худа силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиду. 39Бу вәдигә силәр вә силәр­ниң әвлатлириңлар һәм дунияниң булуң-пушқақлирида яшаватқан­ларму еришәләйду. Чүнки Рәббимиз Худа Өзи чақирған кишиләрниң һәммисигә Өзиниң Роһини ата қилиду.

40Петрус йәнә нурғун сөзләр билән уларни агаһландурди вә уларға:

— Силәр өзәңларни Худаниң бу заманниң бузулуп кәткән киши­лиригә келидиған җазасидин қутулдуруңлар! — дәп агаһландурди. 41Нурғун кишиләр униң сөзлиригә ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилди. Шу күни үч миңчә киши мәсиһийләр җамаитигә қошулди. 42Улар башқа мәсиһийләр билән дайим җәм болушуп әлчиләрниң тәлимини аңлап, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти вә дуа қилишатти.

Мәсиһийләр арисидики инақлиқ

43Әлчиләр нурғун мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәтти. Халайиқни қорқунуч басти. 44Пүтүн мәсиһийләр давамлиқ биллә инақ яшап, сениң-мениң дейишмәй, бариға ортақ болушти. 45Мал-мүлүклирини сетип, пулини һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәхсим қилишти. 46Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирип, ибадәт қилишатти. Өйлиридиму хошал-хорамлиқ вә ақ көңүллүк билән бир-бирини меһман қилишип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти. 47Улар Худаға мәдһийә ейтишип, пүтүн шәһәрдикиләрниң һөрмитигә сазавәр болди. Худа һәр күни йеңи мәсиһийләрни уларниң арисиға қошатти.



*17. Ахир заман — мәзкүр айәттә бу уқум Әйса Мәсиһниң биринчи қетим бу дунияға келишидин тартип, иккинчи қетим келишигичә болған вақитни көрситиду.



 

3

Петрус билән Юһаннаниң току адәмни сақайтиши

1Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, йәһудийлар адити бойичә мәркизий ибадәтханида дуа қилидиған вақитта, Петрус билән Юһаннаму ибадәтханиға барди. 2Улар мәркизий ибадәтханиға йеқинлашқанда, бир туғма току адәмму бу йәргә әкелиниватқан еди. Һәр күни кишиләр уни ибадәтханиға киргәнләрдин сәдиқә тиләп җан бақсун дәп, мәркизий ибадәтханиниң «Гөзәл дәрваза» дәп атилидиған ишиги алдиға әкелип қоятти. 3Току адәм Петрус билән Юһаннаниң мәркизий ибадәтханиға кирип кетиватқинини көрүп, улардин сәдиқә тилиди. 4Улар току адәмгә диққәт билән қариғандин кейин, Петрус:

— Бизгә қара, — деди.

5Тиләмчи улардин бир нәрсә күтүп, көзлирини тикип қарап туратти. 6Бирақ Петрус униңға:

— Мәндә алтун яки күмүч йоқ, лекин қолумда барини саңа берәй. Насирәлик Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, орнуңдин туруп маң! — дедидә, 7уни оң қолидин тартип, йөләп турғузди. Шу ан у адәмниң пут вә ошуқ беғишлириға күч кирип, 8орнидин чачрап туруп меңишқа башлиди. У меңип вә сәкрәп, Худаға мәдһийә ейтқан һалда улар билән биллә мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирди. 9Униң меңип Худаға мәдһийә ейтиватқинини көргән җамаәт 10униң мәркизий ибадәтханиниң «Гөзәл дәрвазиси» алдида тиләмчилик қилип олтиридиған һелиқи киши екәнлигини тонуп, һаң қетип қелишти.

Петрусниң мәркизий ибадәтханидики сөзлири

11Һәммә адәм һелиқи пути сақайған адәмни көрүш үчүн ибадәт­ханидики «Сулайман пешайвини» дегән йәргә жүгрәп келишти. Улар униң сақ пети Петрус билән Юһаннаға чиң есилип турувалған­лиғини көрүп, һәйран болушти. 12Бу әһвални көргән Петрус халайиққа мундақ деди:

— Исраил қериндашлар! Бу ишқа неманчә һәйран болисиләр? Бизгә неманчә тикилип қарайсиләр? Силәр бизни өз күч-қудрити яки садақәтмәнлигигә тайинип бу адәмни маңдурди, дәп ойламсиләр? 13Һәргиз ундақ әмәс! Һалбуки, Ибраһим, Исһақ, Яқуп қатарлиқ әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа Өзиниң Хизмәткари болған һәзрити Әйсаниң шан-шәривини намайән қилди. Силәр шу һәзрити Әйсани кеңәшмигә тутуп бәрдиңлар. Һаким Пилатус Уни қоюп бәрмәкчи болған болсиму, силәр Пилатусниң алдида Уни рәт қилип, «Өлтүрүш керәк!» дедиңлар. 14Муқәддәс вә адил болған һәзрити Әйсани рәт қилип, һаким Пилатустин Униң орниға бир қатилни қоюп беришни тәләп қилдиңлар. 15Шундақ қилип, һаятлиқни Яратқучини өлтүрдүңлар! Бирақ Худа Уни тирилдүрди. Биз мана бу вақиәниң гувачилири. 16Мана шу һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз билән бу току адәмгә күч кирди. Силәр көрүп турған вә тонуйдиған бу адәм бизниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз арқилиқ сапму-сақ болди. Силәрму буни көрдүңлар.

17Қериндашлар, мән ишинимәнки, силәр вә башлиқлириңлар һәз­рити Әйсаға шунчә яманлиқ қилғанда, өзәңларниң немә қиливатқанли­ғиң­ларни билмәттиңлар. 18Мана бу Худаниң Қутқазғучи-Мәсиһниң зиянкәшликкә учрап өлидиғанлиғи тоғрисида пәйғәмбәрләр арқи­лиқ алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулушидур. 19Шуниң үчүн һазир яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Худаниң йолиға қайтиңлар! Шундақ қилғанда, Худа гуналириңларни кәчүрүм қилиду. 20У силәргә йеңи күч ата қилип, Өзи биз үчүн тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһ болған Әйсани қешиңларға қайтидин әвәтиду. 21Худа бурунқи заманларда муқәддәс пәйғәмбәрлири арқилиқ җакалиғинидәк, һәммә мәвҗудатлар йеңилинидиған вақит кәлгичә, һәзрити Әйса асманда туриду. 22Муса пәйғәмбәр һәзрити Әйса һәққидә мундақ дегән еди: «Пәрвәрдигариңлар Худа өз қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир Пәйғәмбәр тикләйду. Униң сөзлиригә толуқ әмәл қилишиңлар керәк. 23Чүнки бу Пәйғәмбәрниң сөзини аңлимайдиғанлар Худаниң хәлқи қатаридин чиқирилип йоқитилиду».

24Дәрвәқә, Самуил пәйғәмбәр вә униңдин кейин келип, Худаниң сөзлирини йәткүзгән пәйғәмбәрләрниң һәммиси бу күнләрдә һәзрити Әйса тоғрисида йүз беридиған ишларниму алдин-ала ейтқан. 25Силәр бу пәйғәмбәрләрниң әвлатлирисиләр вә Худа әҗдадиңлар билән түзгән келишиминиң мирасхорлирисиләр. Чүнки Худа әҗдадимиз Ибраһимға: «Сениң әвладиң арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләргә бәхит ата қилимән», дәп вәдә берип келишим қилған. 26Шуниң үчүн Худа һәр бириңларни яман йоллириңлардин қайтуруп, бәхит-саадәткә ериштүрүш үчүн, Хизмәткари һәзрити Әйсани тикләп, Уни авал силәргә әвәтти.


4

Петрус билән Юһаннаниң алий кеңәшмидә сорақ қилиниши

1Петрус билән Юһанна халайиққа гәп қиливатқанда, бир нәччә мойсү­пәт роһанийлар, мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә садуқий диний еқимидики бир нәччиси келип қалди. 2Әлчиләр халайиққа: «Худа һәзрити Әйсани асас қилип, өлгәнләрни тирилдүриду», дәп тәлим бәргәнлиги үчүн, бу кишиләр интайин ғәзәпләнди. 3Шуңа улар Петрус билән Юһаннани тутқун қилди. Кәч кирип қалғанлиғи үчүн, улар кечичә тутуп турулди. 4Лекин әлчиләрниң тәлимлирини аңлиғанларниң көпи һәзрити Әйсаға ишәнди. Шундақ қилип, һәзрити Әйсаға әгишидиған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.

5Әтиси йәһудийларниң кеңәшмисидики барлиқ башлиқ, ақсақал вә Тәврат устазлири Йерусалимда топланди. 6Уларниң арисида баш роһаний Һаннан, Қаяпа, Йәһия, Искәндәр вә баш роһанийниң башқа туққанлириму бар еди. 7Улар Петрус билән Юһаннани алдиға чақиртип:

— Силәр бу ишни қайси күч-қудрәткә тайинип, кимниң нами билән қилдиңлар? — дәп сориди.

8Петрус Муқәддәс Роһқа чөмгән һалда мундақ деди:

— Хәлқимизниң һөрмәтлик рәһбәрлири вә ақсақаллири! 9Әгәр биз бүгүн бу току адәмгә көрсәткән яхши иш һәм униң қандақ сақайтил­ған­лиғи сәвәплик сораққа тартилған болсақ, 10силәр вә пүтүн исраил хәлқи шуни билишиңлар керәкки, уни пүтүнләй сақайтип алдиңларда турғузған күч-қудрәт насирәлик Әйса Мәсиһниң күч-қудритидур! Силәр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап өлтүргән болсаңларму, лекин Худа Уни өлүмдин тирилдүрди.

11Муқәддәс Язмиларда У һәққидә мундақ йезилған:

«Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш,

Қурулушниң һул Теши болуп қалди».

Һәзрити Әйса дәл шу «Таштур!» 12Пәқәт һәзрити Әйсала бизни қутқузалайду, чүнки пүткүл инсанийәт дуниясида һәзрити Әйсадин башқа Худа тайинлиған һеч қандақ Қутқазғучи йоқтур!

13Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән кеңәшмә башлиқлири уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти. Уларниң бурун һәзрити Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди. 14Лекин сақийип кәткән һелиқи адәм Петрус билән Юһаннаниң йенида дәлил болуп туруватқанлиғи үчүн, улар һеч қандақ гәп яндуралмиди. 15Шуниң билән кеңәшмә башлиқлири уларни кеңәшмидин чиқишқа буйриди. Андин:

16— Буларни қандақ қилимиз? Улар көрсәткән әҗайип мөҗүзини пүткүл Йерусалим хәлқи билидикән, биз мундақ иш болмиған дейишкә амалсиз. 17Лекин бу ишниң хәлиқ ичидә техиму кәң тарқи­лип кәтмәслиги үчүн, уларға буниңдин кейин Әйса тоғрисида һеч кимгә бир немә демәсликкә агаһландуруш берәйли, — дәп мәслиһәт қилишти.

18Шундақ қилип, улар әлчиләрни чақиртип, қандақ болушидин қәтъий нәзәр буниңдин кейин һәзрити Әйсаниң намида сөзләп тәлим бәрмәсликни буйриди. 19Лекин Петрус билән Юһанна:

— Худаниң алдида силәргә бойсунуш тоғриму яки Худағиму? Буниңға өзәңлар бир немә дәңлар! 20Амма биз көргән вә аңлиған­лиримизни ейтмай туралмаймиз! — дәп җавап бәрди.

21Кеңәшмә башлиқлири болса, халайиқтин қорқуп, әлчиләрни җазалашқа лайиқ сәвәп тапалмай, уларни техиму қаттиқ агаһлан­дуруп, қоюп бәрди. Чүнки халайиқ Худаға мәдһийә ейтиватқан болуп, 22буниң сәвәви қириқ жилдин бери току һелиқи адәмниң сақийип кәткәнлигидин еди.

Мәсиһийләрниң бир нийәттә дуа қилиши

23Петрус билән Юһанна қоюп берилгәндин кейин, башқа мәсиһий­ләр­ниң йениға қайтип келип, кеңәшмидики алий роһанийлар вә ақсақалларниң қилған сөзлирини көпчиликкә уқтурди. 24Мәсиһий­ләр буни аңлиғанда, бир нийәт, бир мәхсәттә Худаға мундақ дуа қилди:

— Әй Егимиз, асман-зимин, деңиз-муһитларни вә улардики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Өзәң. 25Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған әҗдадимиз падиша Давут арқилиқ мундақ дегәнғу:

«Немә үчүн капирлар Худадин ғәзәплинидиғанду?

Немә үчүн хәқләр бекардин-бекар сүйиқәст қилидиғанду?

26Дуниядики падишалар сәп тартип,

Худа вә У тайинлиған Қутқазғучисиға қарши җәм болушти».

27Дәл шу әһвал бизниң шәһиримиздә йүз бәрди! Һирод хан билән һаким Пилатус римлиқ ләшкәрләр вә исраил хәлқи билән бир­лишип, муқәддәс Хизмәткариң, Өзәң тайинлиған Қутқазғучи Әйсаға қарши топланди. 28Улар билмәстинла Өз күч-қудритиң вә ирадәң билән бурунла орунлаштурған ишларни әмәлгә ашурди.

29Әй Рәббимиз, әнди уларниң Сениң хизмәткарлириң болған бизгә селиватқан қорқунучлирини көргәйсән! Сөзлириңни жүрәклик йәткүзүшимизгә мәдәт бәргәйсән. 30Өз қудритиңни көрситип, муқәд­дәс Хизмәткариң Әйсаниң намидин кесәлләрни сақайтип, мөҗүзә вә карамәтләр яратқайсән.

31Уларниң дуалири аяқлашқанда, уларниң турған йери тәвринип кәтти. Улар Муқәддәс Роһқа чөмүп, Худаниң сөзлирини жүрәклик йәткүзүшкә башлиди.

Мәсиһийләрниң пул-маллиридин тәң пайдилиниши

32Мәсиһийләр бир нийәттә, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тегишлик пул-мелини «өзәмниң» демәтти, бариға ортақ еди. 33Әлчиләр Худаниң зор күч-қудрити билән Рәббимиз Әйсаниң тирилгәнлигигә гувалиқ берәтти. Худа уларниң һәммисигә мол бәхит ата қилған еди. 34Уларниң һеч немигә һаҗити чүшмәтти, чүнки бәзиләр йәр-зимини, өй-җайини сетип, 35пулини әлчиләргә тапшуратти. Әлчиләр пулни һәр кимниң еһтияҗиға қарап тәхсим қилатти.

36Мәсилән, мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийлардин Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Әлчиләр уни Барнаба, йәни «илһамландурғучи» дәп ататти. 37Уму өзиниң бир парчә етизини сетип, пулини әлчиләргә тапшурди.


5

Һанания билән Сәпирә

1Һанания исимлиқ йәнә бир адәмму аяли Сәпирә билән бир парчә йерини сатти. 2Һанания бир қисим пулни өзигә қалдурди, ашқан пулни «Йеримизниң һәммә пули мошу», дәп әлчиләргә тапшурди. Аялиму буниңдин толуқ хәвәрдар еди.

3Петрус униңға:

— Һанания, немишкә ичиңгә шәйтанни киргүзүп, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзәңгә қалдуруш билән Муқәддәс Роһқа ялған ейттиң? 4Йәр сетилмиғанда сениң еди, сетилғандин кейин пулму өзәңниң. Шундақ туруп, йәнә немишкә ғәрәзлик һалда: «Пулниң һәммиси мошу», дәп кәлдиң? Сән инсанғила әмәс, Худағиму ялған ейттиң! — деди.

5Һанания бу сөзни аңлиған һаман жиқилип, җан үзди. Бу ишни аңлиғучилар бәк қорқушуп кәтти. 6Яшлардин бир нәччиси кирип, җәсәтни кепинләп, сиртқа апирип дәпнә қилди.

7Тәхминән үч сааттин кейин, Һананияниң аяли кирип кәлди. Бирақ у болған вақиәдин техи хәвәр тапмиған еди. 8Петрус униңдин:

— Маңа ейтиң, силәр йәр сатқан пулниң һәммиси мошуму? — дәп сориди.

— Шундақ, һәммиси шу, — дәп җавап бәрди у.

9Петрус:

— Силәр немә үчүн Муқәддәс Роһни синап тил бириктүрдүңлар? Қараң, ериңизни дәпнә қилип кәлгәнләр ишик алдида туриду, улар сизниму әкетиду, — деди.

10Уму шу ан Петрусниң алдиға жиқилип, җан бәрди. Һелиқи яшлар кирип, униң өлгәнлигини көрүп, униму елип берип, ериниң йениға дәпнә қилди. 11Пүтүн мәсиһийләр җамаитини вә бу ишни аңлиған­ларни қаттиқ қорқунуч басти.

Әлчиләр яратқан мөҗүзиләр

12Әлчиләр хәлиқ ичидә нурғун мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәтти. Барлиқ мәсиһийләр мәркизий ибадәтханидики «Сулайман пешай­винида» дайим җәм болатти. 13Кишиләр уларни һөрмәтлисиму, бирақ уларға қошулушқа җүръәт қилалматти. 14Шундақ болсиму, Рәббимиз Әйсаға ишинип, җамаәткә қошулған әр-аяллар барғансири көпийишкә башлиди. 15Яритилған мөҗүзиләр сәвәвидин хәқләр кесәл кишиләрни кочиларға елип чиқип, көрпә вә зәмбилләргә ятқузуп қоятти. Улар «Петрус йолдин өткәндә, кесәлләргә қолини тәккүз­мисиму, һеч болмиғанда сайиси чүшүп, сақийип кәтсун!» дәп ойлатти. 16Йәнә топ-топ кишиләр Йерусалим йенидики шәһәр-йезилар­дин кесәлләрни вә җин чаплишивалған кишиләрни елип келәтти. Уларниң һәммиси сақийип қайтишатти.

Әлчиләрниң зиянкәшликкә учриши

17Баш роһаний вә униң шериклири, йәни шу йәрлик садуқий диний еқимидикиләр әлчиләрни зади көрәлмәтти. 18Шуңа улар әлчиләр­ни тутуп, һөкүмәт зинданиға қамиди. 19Лекин шу кечә Худаниң бир периштәси зинданниң қатму-қат дәрвазилирини ечип, әлчиләрни елип чиқип, уларға:

20— Силәр мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, җамаәткә йеңи һаят тоғрисидики тәлимләрниң һәммисини ейтиңлар, — дәп буйриди.

21Әлчиләр бу сөз бойичә таң атқанда мәркизий ибадәтхана һойли­сиға кирип, кишиләргә тәлим беришкә башлиди.

Баш роһаний вә униң шериклири әлчиләрни сорақ қилиш үчүн, исраилларниң барлиқ ақсақаллирини алий кеңәшминиң умумий жиғиниға чақирди. Андин зиндандики әлчиләрни елип келишкә адәм әвәтти. 22Лекин улар зинданға йетип барғанда, әлчиләрниң у йәрдә йоқлиғини байқап қайтип берип, кеңәшмидикиләргә:

23— Биз зинданға барсақ, униң ишиги мәккәм қулуплақлиқ турупту. Сиртида қаравулларму күзитип турупту, лекин ишикни ечип қарисақ, ичидә бирму адәм йоқ! — дәп мәлумат бәрди.

24Мәркизий ибадәтхана қаравуллириниң башлиғи вә алий роһаний­лар бу хәвәрни аңлап, гаңгирап қелишти. «Әнди бу иш қандақ болар?» дәп өз-өзидин сорашқа башлиди. 25Дәл шу чағда бир киши кирип:

— Силәр зинданға ташлиған адәмләр мәркизий ибадәтхана һойли­сида җамаәткә тәлим бериватидиғу! — дәп хәвәр қилди.

26Буниң билән һелиқи қаравуллар башлиғи қол астидикиләрни башлап берип, әлчиләрни елип кәлди. Бирақ хәлиқниң өзлирини чалма-кесәк қилишидин қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.

27Улар әлчиләрни елип кәлгәндин кейин, уларни кеңәшмә баш­лиқлири алдида турғузди. Баш роһаний уларниң үстидин шикайәт қилишқа башлап:

28— Биз силәрни Әйса һәққидә кишиләргә тәлим бәрмәңлар, дәп қаттиқ чәклигән едуқ. Лекин силәр йәнә шу тәлимиңларни пүтүн Йерусалимға яйдиңлар һәм Әйсаниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр! — деди.

29Петрус вә башқа әлчиләр җавап берип мундақ деди:

— Биз инсанға әмәс, Худаға бойсунушимиз керәк. 30Силәр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап өлтүрдүңлар. Лекин әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа Уни тирилдүрди. 31Худа исраил хәлқиниң гуналириға товва қилип, кәчүрүмгә еришиш пурситигә егә болуши үчүн, һәзрити Әйсани Йетәкчи һәм Қутқазғучи қилип, Өзиниң оң йениға олтарғузди. 32Биз бу ишларниң гувачилири. Худа Өзигә бойсунғанларға ата қилған Муқәддәс Роһму бу ишларни испатлап бериду.

33Алий кеңәшмә башлиқлири бу сөзләрни аңлап интайин ғәзәпләнди вә әлчиләрни өлтүрмәкчи болушти. 34Лекин уларниң арисида пүтүн хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған пәрисий диний еқимидики Ғама­лийил исимлиқ бир Тәврат устази бар еди. У орнидин туруп:

— Уларни бир дәм сиртқа чиқирип туруңлар, — дәп буйриди.

35Андин у кеңәшмә башлиқлириға мундақ деди:

— Әй исраиллар, силәр бу кишиләрни бир тәрәп қилишта еһтият қилиңлар! 36Өткәндә һелиқи әбләх Тәвдас оттуриға чиқип, өзини чоң тутуп, вақиә чиқарди. Униңға тәхминән төрт йүз адәм әгәшкән еди. Бирақ у римлиқлар тәрипидин өлтүрүлди. Әгәшкүчилири тарқилип кетип, иши йоққа чиқти. 37Кейин нопус тизимлаш вақтида җәлилийәлик Йәһудаму баш көтирип чиқип, бир топ кишини топлап өзигә әгәштүргән. Уму өлтүрүлүп, әгәшкүчилириму тарқитиветилгән. 38Әнди бу кишиләргә кәлсәк, мениңчә әң яхшиси, уларни қоюп бериңлар. Улар билән кариңлар болмисун. Әгәр уларниң мәхсити вә қиливатқини пәқәт инсанниң иши болсила, җәзмән мәғлуп болиду. 39Әгәр Худадин болса, силәр уларни йоқиталмайсиләр, һәтта өзәңларни Худаға қарши орунға қойған болисиләр!

Алий кеңәшмә Ғамалийилниң тәкливини қобул қилди 40вә әлчи­ләрни чақиртип кирип, уларни қамчилитип, һәргиз һәзрити Әйса тоғрилиқ тәлим бәрмәсликни буйриди, андин уларни қоюп бәрди. 41Әлчиләр кеңәшмидин чиқип, Худаниң өзлирини һәзрити Әйсаниң нами үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көргәнлигидин интайин хурсән болушти. 42Улар йәнила һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисида вә өйлиридиму тәлим берип, «Һәзрити Әйса — Қутқазғучи-Мәсиһтур», дәп тохтимастин Хуш Хәвәр тарқитивәрди.


6

Хизмәткә талланған йәттә киши

1Шу күнләрдә мәсиһийләрниң сани күндин-күнгә көпийип бар­мақта еди. Бирақ грекчә сөзләйдиған бәзи йәһудийлар йәрлик йәһудийлардин рәнҗип қалған еди. Уларниң дейишичә, күндилик тамақни тәхсим қилишта уларниң ичидики тул аялларға берилгән тамақ башқиларниңкидин аз екән. 2Шуңа он икки әлчи пүтүн мәсиһий­ләрни жиғип, уларға мундақ деди:

— Биз әлчиләрниң Худаниң сөзини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәхсимләш билән болуп кетишимиз тоғра әмәс. 3Шуниң үчүн, қериндашлар, араңлардики һөрмәткә сазавәр болған, Муқәддәс Роһқа чөмгән дана кишидин йәттини таллаңлар. Бу ишларни шулар башқурсун. 4Биз болсақ өзимизни дуа қилиш вә Хуш Хәвәр һәққидә тәлим беришкә беғишлайли.

5Әлчиләрниң тәкливигә һәммиси қошулушти. Шуниң билән көпчи­лик имани камил вә Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан исимлиқ бир мәсиһийни таллиди. Униңдин башқа Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәм бурун йәһудий диниға киргән антакялиқ Николасларни таллап, 6уларни әлчиләрниң алдиға елип чиқти. Әлчи­ләр уларни бу хизмәткә тайинлаш үчүн қоллирини уларниң учисиға тәккүзүп туруп дуа қилишти.

7Худаниң сөзи давамлиқ тарқалғансири, Йерусалимдики мәсиһий­ләр­ниң саниму барғансири көпәйди. Нурғун роһанийларму һәзрити Әйсаға ишәнди.

Истипанниң тутқун қилиниши

8Худаниң меһир-шәпқити вә күч-қудритигә толған Истипан хәлиқ ичидә зор мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәтти. 9Бирақ Кирини вә Искәндәрийә шәһәрлири һәм Киликийә вә Асия өлкилиридин кәлгән, қуллуқтин азат болғанлиғи үчүн «әркинләр» дәп аталған ибадәтханиниң әзалири болған бәзи йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди. 10Лекин Муқәддәс Роһ Истипанға әқил-парасәт бәргәчкә, улар униң сөзлиригә тақабил турушқа амалсиз еди. 11Буниң билән улар бәзи адәмләрниң гелини яғлап:

— Биз бу адәмниң Муса пәйғәмбәр вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дәп төһмәт қилдурди.

12Улар мошу усул билән хәқни, ақсақалларни вә Тәврат устаз­лирини қутритип, Истипанни тутқун қилдуруп, уни алий кеңәшмигә елип барди. 13Уларға сетилған сахта гувачилар оттуриға чиқип:

— Бу адәм һемишәм бу муқәддәс мәркизий ибадәтханимизға вә Тәврат қанунимизға қарши сөзләрни қилиду. 14Биз униң: «Насирәлик Әйса бу ибадәтханини гумран қилиду, Муса пәйғәмбәрдин мирас қалған әнъәнивий қаидә-түзүмлиримизни өзгәртиветиду», дегән­лигини аңлидуқ, — деди.

15Кеңәшмидә олтарғанларниң һәммиси Истипанға көз тикип қариғинида, униң чирайиниң худди периштәниң чирайиға охшаш пақираватқанлиғини көрди.


7

Истипанниң өзини ақлиши

1Баш роһаний Истипандин:

— Уларниң әризилири растму? — дәп сориди.

2Истипан мундақ җавап бәрди:

— Атилар вә ака-укилар, сөзүмгә қулақ селиңлар! Әҗдадимиз Ибраһим техи Месопотамийә районидин Һаран шәһиригә көчүп бармиған вақитта, шану-шәвкәтлик Худа униңға көрүнүп: 3«Сән өз жутуң вә уруқ-җамаитиңдин айрилип, Мән көрсәтмәкчи болған йәргә барғин», дегән еди. 4Буниң билән әҗдадимиз Ибраһим калдани­ларниң зимини болған өз жутини ташлап, Һаран шәһиригә берип орунлашти. Атиси өлгәндин кейин, Худа уни бу җайға, йәни силәр һазир туруватқан җайға йөткәп кәлди. 5У вақитта Худа униңға тәвә бир ғеричму йәр бәрмигән еди. Бирақ Ибраһимниң техичә пәрзәнди болмиған болсиму, Худа вәдә қилип, бу зиминни униңға вә униң әвлатлириға бәрмәкчи болди. 6Худа әҗдадимиз Ибраһимға мундақ деди: «Сениң әвлатлириң мәлум бир чәт дөләттә мусапирлиққа төрт йүз жил қул болуп, хорлуқта яшайду. 7Бирақ уларни қул қилған хәлиққә җаза беримән. Униңдин кейин әвлатлириң у йәрдин чиқип, бу йәрдә Маңа ибадәт қилиду».

8Кейин Худа Ибраһимға: «Сән билән түзгән келишимимниң бәлгүси хәтнә қилиш болсун», деди. Әҗдадимиз Ибраһимдин Исһақ төрәлди. У туғулуп сәккизинчи күни хәтниси қилинди. Исһақтин исраил­ларниң атиси болған Яқуп төрәлди. Яқуптин исраилларниң он икки қәбили­синиң бовилири болған он икки оғул төрәлди. Улар­ниңму хәтниси қилинди.

9Кейин әҗдадимиз Яқупниң оғуллири иниси Йүсүптин көрәлмәс­лик қилип, уни Мисирға баридиған содигәрләргә қул орнида сети­вәтти. Лекин Худа униң билән биллә болғачқа, 10уни пүтүн тартқан қийинчилиқтин қутқузуп, униңға данишмәнлик ата қилип, Мисир падишасиниң һөрмитигә ериштүрди. Падиша уни Мисирға баш вәзир вә ординиң баш ғоҗидари қилди. 11Кейин пүтүн Мисир вә Қанан йәрлиридә еғир ачарчилиқ йүз берип, зор апәт болди. Әҗдатлиримиз озуқ-түлүксиз қалди. 12Мисирниң амбирида ашлиқ барлиғини аңлиған Яқуп оғуллирини, йәни әҗдатлиримизни у йәргә әвәтти. Биринчи қетим барғинида, улар инимиз Йүсүп өлгән дәп, уни тонумиған еди. 13Шуңа иккинчи қетим барғанда, әҗдадимиз Йүсүп акилириға өзиниң ким екәнлигини ашкарилиди вә уларниму падишаға тонуштурди. 14Шуниң билән әҗдадимиз Йүсүп атиси әҗдадимиз Яқупниң алдиға акилирини әвәтип, уни пүтүн аилә-җамаити билән, җәми йәтмиш бәш кишини Мисирға тәклип қилди. 15Әҗдадимиз Яқуп Мисирға берип, кейин әвлатлири билән шу йәрдә аләмдин өтти. 16Уларниң җәсәтлири Шәкәм шәһиригә қайтурулуп, әҗдадимиз Ибраһим бурун Һамурниң оғуллиридин сетивалған йәрликкә қоюлди.

17Худа әҗдадимиз Ибраһимға: «Сениң әвлатлириңни қуллуқтин азат қилимән», дегән вәдисини әмәлгә ашуридиған вақит йетип келишкә аз қалғанда, Мисирдики йәһудийларниң нопуси хелә көпәйгән еди. 18У вақитта әҗдадимиз Йүсүпниң Мисир хәлқигә қилған яхши ишлиридин хәвири болмиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти. 19Бу падиша әҗдатлиримизни һейлә-микирләр билән езип хорлиди, һәтта уларни өз бовақлирини ташлаветишкә мәҗбур қилди. 20Муса пәйғәмбәр мана шу чағларда туғулған еди. У Худаниң нәзәридә алаһидә бала еди. Ата-аниси уни өйдә үч ай баққандин кейин, 21сиртқа ташлаветишкә мәҗбур болди. Бирақ падишаниң қизи уни қутқузуп, өз оғли қилип чоң қилди. 22Муса пәйғәмбәр мисирлиқларниң алий билимлири билән тәрбийилинип, сөз қабилийити вә иш беҗириш қабилийитигә егә адәм болуп чиқти.

23У қириқ яшларға киргәндә, өз қериндашлири болған йәһудийлар­ниң һалидин хәвәр елиш қарариға кәлди. 24У бир мисирлиқниң бир йәһудий қулни сәвәпсизла бозәк қиливатқанлиғини көрүп, уни қоғдап, йолсизлиқ қилған мисирлиқни өлтүрүп, униң интиқа­мини елип бәрди. 25У Худаниң мән арқилиқ йәһудийларни қутқузиди­ған­лиғини йәһудий қериндашлирим чүшинидиғу, дәп ойлиған еди, лекин улар буни чүшәнмиди. 26Әтиси Муса пәйғәмбәр икки йәһудий қериндашниң урушуватқанлиғини көрүп, уларни яраштурмақчи болуп: «Силәр қериндаш туруп, немишкә бир-бириңларға йолсизлиқ қилисиләр?» деди.

27Қериндишини бозәк қилған киши Муса пәйғәмбәрни иштири­ветип: «Ким сени бизгә башлиқ яки сорақчи болсун дәпту?! 28Мениму түнүгүнки мисирлиқни өлтүргәндәк өлтүрмәкчимусән?» деди.

29Муса пәйғәмбәр бу сөзләрни аңлап, бу ишни башқиларму билиди­ған охшайду, дәп қорқуп, Мисирдин Мидиян райониға қечип барди вә у йәрдә мусапир болуп туруп қелип, икки оғулға ата болди.

30Қириқ жилдин кейин Муса пәйғәмбәргә Синай теғиниң йени­дики чөлдә көйүватқан тикәнликниң от ялқунида бир периштә көрүнди. 31Бу һални көргән Муса пәйғәмбәр интайин һәйран болуп, теги-тәктини билиш үчүн тикәнликниң йениға барди. Бу чағда у Худаниң: 32«Мән сениң әҗдатлириң Ибраһим, Исһақ вә Яқуп етиқат қилип кәлгән Худа болимән», дегән авазини аңлиди. Муса пәйғәмбәр қорқунучта титрәп, қарашқиму җүръәт қилалмиди. 33Худа униңға йәнә: «Сән туруватқан йәр муқәддәстур. Шуңа айиғиңни селивәт! 34Мән Мисирдики бәндилиримниң харлиниватқанлиғини көрдүм. Уларниң налә-пәриятлирини һәқиқәтән аңлидим. Шуңа Мән уларни қутқузғили чүштүм. Әнди барғин, Мән сени Мисирға әвәтәй», деди.

35Мана шу Муса пәйғәмбәрни һелиқи йәһудийлар: «Ким сени бизгә башлиқ яки сорақчи болсун дәпту?!» дәп рәт қилған еди. Лекин Муса пәйғәмбәргә Худаниң периштәси көйүватқан тикәнликтә көрүнүп: «Исраил хәлқини қутқузуп, уларға йетәкчилик қилисән», дәп уни Мисирға әвәтти. 36Әйнә шу Муса пәйғәмбәр хәлиққә йетәкчилик қилип, уларни Мисирдин чиқарған еди һәм Мисирда Қизил деңизниң бойида вә қириқ жилни өткүзгән шу чөлләрдә әҗайип зор мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәткән еди. 37Шу Муса пәйғәмбәр өзи уларға: «Худа қериндашлиримиз арисидин маңа охшаш бир Пәйғәмбәрни тикләйду», дегән еди. 38У чөлләрдә әҗдатлиримизға башчилиқ қилған вақитларда Синай теғида Худаниң периштәси униңға йәнә көрүнүп, сөз қилди. Муса пәйғәмбәр һаятлиқ бәхш етидиған сөзләрни аңлап, уни әҗдатлиримизға вә улар арқилиқ бизгә йәткүзди.

39Шундақ болсиму, әҗдатлиримиз Муса пәйғәмбәрниң гепигә кирмәй, уни рәт қилип, көңлидә Мисирға қайтишни арзу қилди. 40Муса пәйғәмбәр Синай теғидин техи чүшмигән вақитта, улар униң акиси Һарунға: «Бизгә йол башлайдиған бутлар ясап бериң! Бизни Мисирдин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини билмәймиз», деди. 41Шуниң билән улар мозай сүритидә бир бут ясап, униңға атап қурванлиқ қилип, сәҗдә қилди. Өз қоллири билән ясиған бу бутни хошал-хорамлиқ билән тәбрикләшти. 42Буни көргән Худа әҗдатлиримиздин нәзәрини йөткәп, уларни өз ихтияриға қоюп бәрди. Улар асмандики юлтузларға ибадәт қилишқа башлиди. Шуниң билән пәйғәмбәрләр Муқәддәс Язмиларда хатирилигәндәк, Худа улар­ни мундақ әйиплиди:

«Әй исраиллар! Силәр қириқ жил җәриянида чөлдә қурванлиқ қилғиниңларда,

Маңа әмәс, бәлки өз қоллириңлар билән ясиған бутларға,

43Йәни ‹ Молохниң › чедири вә ‹ Рифанниң › юлтуз шәкиллик сүритини көтирип меңип, уларға сәҗдә қилдиңлар!

Шуңлашқа силәрни Бабил шәһириниң чәтлиригә қоғлап, сүргүн қилимән!»

44Әҗдатлиримиз чөлдә яшиған вақтида, келишим чедири дәпму аталған ибадәт чедири тиккән еди вә қәйәргә барса уни өзлири билән биллә йөткәп, униңда Худаға ибадәт қилатти. Ибадәт чедири Худа Муса пәйғәмбәргә көрсәткән нусха бойичә ясалған еди. 45Әҗдатлиримиз ибадәт чедириға әвлатму-әвлат егидарчилиқ қилған вә кейин Йәшуниң йетәкчилигидә Худа қоғлиған милләтләрниң зиминлирини бесивелип, ибадәт чедирини бу йәргә елип кәлгән. Һәтта падиша Давутниң заманиғичә шу чедирда Худаға ибадәт қилған. 46Падиша Давут Худаниң, Яқуп етиқат қилип кәлгән Худаниң шапаитигә еришип, Униң үчүн бир ибадәтхана селишқа Униң Өзидин иҗазәт сориған. 47Бирақ Худа қошулмиған. Кейин падиша Сулайман Худа үчүн бир ибадәтхана салған.

48Һалбуки, улуқ Худа адәм салған ибадәтханиларда турмайду! Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ Худа мундақ дегән еди:

49-50«Асман Мениң тәхтим болиду.

Зимин Мениң пут қоюдиған йеримдур.

Силәр Маңа буниңдинму яхши ибадәтхана салаламсиләр?!

Буниңдинму яхши арамгаһ ясаламсиләр?!

Асман-зиминдики мәвҗудатларни Мән яраттимғу!»

51Истипан сөзини аяқлаштуруп:

— Әй бойни, жүриги вә қулиғи қаттиқлар! Силәр хәтнә қилин­ми­ған капирларға охшаш җаһил. Силәр әҗдатлириңларға охшаш Худаниң Муқәддәс Роһиға дайим қаршилиқ қиливатисиләр. 52Силәрниң әҗдат­лириңлар зиянкәшлик қилмиған бирәр пәйғәмбәр барму һә? Улар «Худаниң Адаләтчиси» болған һәзрити Әйсаниң келидиғанли­ғини алдин-ала җакалиғанларниму өлтүрүшкән. Әнди У Өзи кәлгәндә, силәр Униңға сатқунлуқ қилип, Униму өлтүрдүңлар. 53Һәҗәп иш һә! Худаниң қанунини периштәләр өзи силәргә йәткүзгән болсиму, силәр униңға әмәл қилмидиңлар! — деди.

Истипанниң чалма-кесәк қилиниши

54Истипанниң бу сөзлирини аңлиған алий кеңәшмә башлиқлири интайин ғәзәплинип, униңға чишлирини ғучурлатти. 55Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан болса, көзлирини көккә тикип, Худаниң парлақ нурини вә Униң оң йенида турған һәзрити Әйсани көрди.

56— Қараңлар! Асман ечилип, Инсан Оғли һәзрити Әйсаниң Худа­ниң оң йенида турғанлиғини көрдүм! — деди у.

57Буни аңлиған башчилар қоллири билән қулақлирини йепиве­лишип, чуқан селишти вә етилип берип, 58уни шәһәрниң сиртиға иштирип чиқирип, чалма-кесәк қилишқа башлиди. Истипанни гунакар дәп гувалиқ бәргәнләр уни чалма-кесәк қилиштин бурун, чапанлирини Саул исимлиқ бир жигитниң йениға қоюп қойған еди. 59Истипан ямғурдәк йеғиватқан ташниң астида туруп:

— Әй Рәббим Әйса, мениң роһумни қобул қилғайсән! — дәп вақириди.

60Кейин у тизлинип туруп қаттиқ аваз билән:

— Әй Рәббим, бу гунани дәп уларни җазалимиғайсән, — деди. У бу сөзни қилип болупла, җан үзди.


8

Саулниң мәсиһийләргә зиянкәшлик қилиши

1Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллатти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики мәсиһийләр җамаити интайин дәһшәт­лик зиян­кәш­­ликкә учрашқа башлиди. Әлчиләрдин башқа пүтүн мәсиһийләр Йәһу­дийә вә Самарийә өлкилириниң һәр хил җайлириға тарқилип кетишти. 2Бәзи садақәтмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға чоң һаза тутушти. 3Лекин Саул мәсиһийләр җамаитигә вәйранчилиқ селип, әр-аял мәсиһий­ләрни өйму-өй издәп тутуп, зинданға ташлашқа башлиди.

Хуш Хәвәрниң Самарийә өлкисигә йетип бериши

4Мәсиһийләр қәйәргә тарқилиштин қәтъий нәзәр, улар шу йәрдә Хуш Хәвәр йәткүзди. 5Мәсилән, Филип Самарийә өлкисиниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә: «Һәзрити Әйса — Қутқазғучи-Мәсиһ», дәп җакалиди. 6Көпчилик буни аңлап һәм униң мөҗүзили­рини көрүп, пүткүл диққити билән униң сөзлиригә қулақ салди. 7Җинлар өзлири чаплишивалған кишиләрниң тенидин қаттиқ вақири­ған пети чиқип кәтти. Нурғун паләч, токуларму сақайтилди. 8Шуниң билән шу шәһәрдики кишиләр чоңқур хошаллиққа чөмди.

9У шәһәрдә Шимон исимлиқ бир бахши болуп, өзиниң сехир­гәрлиги билән шу җайдики хәлиқни бир мәзгил аң-таң қалдурған еди. У өзини қалтис һесаплап, бәк махтинатти. 10Жуқури вә төвән дәриҗи­лик кишиләр униң сөзлирини пүтүн диққити билән аңлатти. Көпчилик: «Худаниң улуқ күч-қудрити мана шу», дейишәтти. 11У узундин бери сехиргәрлиги билән халайиқни аң-таң қалдуруп кәлгәнлигидин кишиләр униңға интайин диққәт қилип кәлгән еди. 12Лекин улар әнди Филип йәткүзгән Худа Падишалиғиға вә Әйса Мәсиһкә даир Хуш Хәвәргә ишәнди. Шуниң билән уларниң арисидин нурғунлиған әр-аяллар чөмүлдүрүшни қобул қилди. 13Шимон өзиму ишәнди вә чөмүлдүрүлди. У һемишәм Филип билән биллә болди һәм Филип көрсәткән зор мөҗүзә вә карамәтләрни көрүп, интайин һәйран болди.

14Йерусалимдики әлчиләр самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти. 15Иккиси у йәргә бериши билән мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң ата қилиниши үчүн дуа қилди. 16Чүнки улар Рәббимиз Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән болсиму, уларниң һеч қайсисиға Муқәддәс Роһ техи чүшмигән еди. 17Петрус билән Юһанна уларниң учисиға қолини тәккүзүп туруп дуа қилғандин кейин, Муқәддәс Роһ уларға чүшти. 18Әлчиләр қолини тәккүзүп қойған кишиләргә Муқәддәс Роһниң ата қилинғанлиғини көргән Шимон әлчиләргә пул тәңләп:

19— Бу күч-қудрәттин маңиму бериңлар. Мәнму кишиләрниң учиси­ға қоллиримни тәккүзәй, улар мән арқилиқму Муқәддәс Роһни қобул қилсун, — деди.

20Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди:

— Худаниң бу соғисини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиған болсаң, пулуң билән биллә һалак бол! 21Бизниң ишимизда сениң һәссәң йоқ, чүнки Худа алдида нийитиң халис әмәс. 22Шуңа яман нийитиңдин йенип, Худадин кәчүрүм тилә. Шундақ қилсаң, Худа сени кәчүрәр, 23чүнки сениң көрәлмәсликкә толуп, гунаниң торида екәнлигиң маңа мәлум.

24Шимон уларға:

— Мән үчүн Худадин тиләңларки, ейтқанлириңлардин бириму бешим­ға кәлмисун! — деди.

25Петрус билән Юһанна йәнә шу шәһәрдә һәзрити Әйса һәққидә гувалиқ берип, Худаниң сөзини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип Хуш Хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти.

Филип вә ефиопийәлик әмәлдар

26Шу вақитта Худаниң бир периштәси Филипқа:

— Җәнупқа қарап Йерусалимдин Газа шәһиригә маңидиған чөлдики йолға маң, — деди. 27Филип йолға чиқти. Йолда у ефиопийәлик бир жуқури дәриҗилик әмәлдарни учратти. Бу киши Кандас исимлиқ Ефиопийә аял падишасиниң баш ғәзничиси болуп, Йерусалимға Худаға ибадәт қилғили барған еди. 28Қайтиш йолида өзиниң һарвусида олтирип, Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисини оқуп кетип баратти. 29Муқәддәс Роһ Филипқа:

— Һарвуға йетишип маң, — деди.

30Филип жүгрәп берип, әмәлдарниң Йәшая пәйғәмбәрниң Язмиси­дин оқуватқанлирини аңлап, униңдин:

— Оқуғанлириңизни чүшәндиңизму? — дәп сориди.

31Әмәлдар униңға:

— Бири маңа чүшәндүрүп бәрмисә, мән қандақму чүшинәләймән, — дәп Филипни һарвусиға чиқип, йенида олтиришқа тәклип қилди.

32Әмәлдар Язминиң мону қисмини оқувататти:

«У гоя боғузлашқа елип берилған қойдәк, қой қирқиғучи алдида ятқан пахландәк үн-түн чиқармай җим туриду.

33У хорлиниду, адиллиқ билән сотланмайду.

У әнди пәрзәнт үзи көрәлмәйду, чүнки Униң йәр йүзидики һаяти елип кетилиду».

34Ефиопийәлик әмәлдар Филиптин:

— Пәйғәмбәрниң бу сөзи кимгә қаритилған болғиди? Өзигиму яки башқиларғиму? — дәп сориди.

35Филип чүшәндүрүшкә башлиди, у Язминиң шу қисмидин башлап әмәлдарға һәзрити Әйсаға даир Хуш Хәвәрни сөзләп бәрди. Шундақ қилип, әмәлдар һәзрити Әйсаға ишәнди.

36-37Улар йолда кетиветип, су бар бир йәргә кәлгәндә, әмәлдар:

— Бу йәрдә су бар екән. Мошу йәрдила чөмүлдүрүлсәм болмамду? — деди.

38Әмәлдар һарвуни тохтитишни буйриди. Филип униң билән биллә суға чүшүп, уни чөмүлдүрди. 39Улар судин чиққанда, Муқәддәс Роһ Филипни башқа бир шәһәргә елип кәтти. Әмәлдар уни қайта көрәлмигән болсиму, хошал-хорамлиқ билән йолини давамлаштурди. 40Филип болса, өзиниң Ашдод шәһиридә екәнлигини билгәндин кейин, у йәрдин Қәйсәрийә шәһиригичә болған һәммә шәһәрләрни кезип, Хуш Хәвәрни йәткүзди.


9

Саулниң һәзрити Әйсаға ишиниши

1Шу чағларда Саул Рәббимиз Әйсаға ишәнгүчиләргә давамлиқ өлүм җазаси билән қорқунуч селивататти. У баш роһанийниң алдиға берип, 2Дәмәшқ шәһиридики йәһудий ибадәтханилириға тонуштуруш хетини йезип беришни тәләп қилди. Шундақ қилип, Саул Дәмәшқтики йәһудийларниң ярдимини елип, һәзрити Әйсаниң йолида маңған әр-аялларни тутқун қилип, уларни Йерусалимға сорақ қилишқа елип кәлмәкчи болди.

3Саул хәтләрни елип, йолға чиқти. Дәмәшқ шәһиригә йетип келиш­кә аз қалғанда, туюқсиз асмандин бир күчлүк нур чүшүп, Саулниң әтрапини йорутувәтти.

4Йәргә жиқилған Саулға:

— Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? — дегән бир аваз аңланди.

5— Әй Рәббим, Сән Кимсән? — дәп сориди у.

— Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйса. 6Орнуңдин туруп, шәһәр­гә кир, немә қилишиң керәклигини бири саңа ейтип бериду, — дегән җавап кәлди һелиқи аваздин.

7Саул билән биллә маңған кишиләрниң қорққинидин зуванлири тутулуп, турған йеридә қетипла қалди. Чүнки улар авазни аңлисиму, гәп қилған бирәрсини көрәлмигән еди. 8Саул орнидин туруп, көзли­рини ечип қариди, лекин һеч нәрсини көрәлмиди. Һәмралири униң қолидин йетиләп Дәмәшққә елип кирди. 9Үч күнгичә һеч немини көрәлмигән кор Саулниң гелидин һеч нәрсә өтмиди.

10Дәмәшқтә һәзрити Әйсаға ишинидиған Һанания исимлиқ бири бар еди. Униңға бир көрүнүш кәлди. Рәббимиз Әйса уни:

— Һанания! — дәп чақирди.

— Әй Рәббим, мана мән, — дәп җавап бәрди у.

11Рәббимиз Әйса униңға:

— Сән дәрһал «Түз» кочисиға берип, Йәһуданиң өйидин тарсус­луқ Саул исимлиқ бирини тап, чүнки шу тапта у дуа-тилавәт қили­ватиду. 12Дуа қиливатқинида, Мән униңға Һанания исимлиқ бир кишиниң келип, униңға қолини тәккүзүши биләнла көзиниң әслигә келидиғанлиғини аян қилдим, — деди.

13Һанания унимай, мундақ җавап бәрди:

— Әй Рәббим, нурғун кишиләрниң бу адәм һәққидә ейтқанлирини аңлидим. У Йерусалимда Саңа ишәнгүчиләргә интайин рәһимсиз­ләрчә зиянкәшлик қилған! 14Һазир у Дәмәшққә келип, Саңа ибадәт қилған кишиләрни тутуш үчүн алий роһанийлардин һоқуқ апту.

15Рәббимиз Әйса униңға:

— Баривәр, Мән бу адәмни йәһудий әмәсләргә вә уларниң падиша­лириға һәм исраилларға Мени тонуштуруш үчүн Өзәм таллидим. 16Мән униңға Мениң үчүн җәзмән хилму-хил азап-оқубәт тартишқа тоғра келидиғанлиғиниму көрситимән, — деди.

17Буниң билән Һанания һелиқи өйгә берип, қоллирини Саулниң учисиға тәккүзүп:

— Қериндишим Саул, бу йәргә келиватқиниңда йолда саңа көрүн­гән Рәббимиз Әйса көзлириң әслигә кәлсун вә сени Муқәддәс Роһқа чөмсун, дәп мени шәхсән Өзи әвәтти, — деди.

18Шу һаман Саулниң көзлиридин белиқ қасириғидәк нәрсиләр чүшүп, көзлири ечилип көрәләйдиған болди. У орнидин туруп чөмүл­дүрүшни қобул қилди. 19Тамақ йегәндин кейин җисманий қувитиму әслигә кәлди.

Саулниң Дәмәшқтә Хуш Хәвәрни йәткүзүши

Саул Дәмәшқтики мәсиһийләрниң йенида бир нәччә күн турди вә 20дәрһал йәһудий ибадәтханилириға берип, «һәзрити Әйса Худа Оғли», дәп тәлим беришкә башлиди. 21Аңлиғучилар униң сөзлиридин һәйран болушуп:

— Бу адәм Йерусалимда Әйсаға ишәнгүчиләргә вәһшиләрчә зиян­кәшлик қилған һелиқи адәм әмәсму? Бу йәргиму мәсиһийләрни алий роһанийларға тутуп бериш мәхситидә кәлгәнмиду? — дейишти.

22Лекин Саул техиму қайил қиларлиқ тәлим берип, Дәмәшқтики йәһудийларни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини рәт қилишқа амалсиз қалдурди.

23Бир мәзгилдин кейин йәһудийлар Саулға сүйиқәст қилмақчи болди. 24Саулни тутуп өлтүрүш үчүн улар кечә-күндүз шәһәр дәрвазисида уни күтти. Бирақ бири уларниң уни қәстлимәкчи болғинини Саулға йәткүзүп қойди. 25Шуңа униң шагиртлири бир күни кечидә уни чоң севәткә олтарғузуп, сепилдин артилдуруп чүшәрди.

Саул Йерусалимда

26Саул Йерусалимға берип, у йәрдики мәсиһийләргә қошулмақчи болди. Лекин мәсиһийләр униң һәзрити Әйсаға ишәнгәнлигигә ишәнмәй, униңдин қорқти. 27Бирақ Барнаба униңға ярдәмчи болуп, уни әлчиләр билән көрүштүрди. Уларға Саулниң Дәмәшқ йолида Рәббимиз Әйсани қандақ көргәнлигини, Рәббимиз Әйсаниңму униңға гәп қилғанлиғини чүшәндүрди вә Дәмәшқтә униң һәзрити Әйса һәққидә қандақ җүръәт билән тәлим бәргәнлигини уқтуруп, уларни қайил қилди. 28Буниң билән Саул Йерусалимда әлчиләр билән биллә болуп, жүрәклик һалда Рәббимиз Әйса һәққидә тәлим бәрди. 29У йәнә грекчә сөзлишидиған йәһудийлар биләнму сөзлишип, талишип қалди. Буниң билән улар уни өлтүрүвәтмәкчи болди. 30Мәсиһийләр бу иштин хәвәр тепип, уни Қәйсәрийә шәһиригә елип берип, у йәрдин Тарсус дегән шәһәргә йолға салди.

31У чағда Йәһудийә, Җәлилийә вә Самарийәләрдики мәсиһийләр җамаити бир мәзгил течлиққа еришти. Муқәддәс Роһниң ярдими билән уларниң ишәнчи күчийип, һемишәм садақәтмәнлик билән Худа йолида маңди. Уларниң саниму күндин-күнгә көпәйди.

Петрус Лидда вә Җаффа шәһәрлиридә

32Шу вақитта мәсиһийләрни йоқлаш үчүн һәр қайси җайларни арилап жүргән Петрус бир қетим Лидда шәһиридә туридиған мәсиһийләр билән көрүшти. 33У йәрдә у Әнеяс исимлиқ бир адәмни учратти. Бу адәм паләч болуп, орун тутуп ятқили сәккиз жил болған екән. 34Петрус униңға:

— Әнеяс, Әйса Мәсиһ сени сақайтти. Орнуңдин туруп, көрпәңни жиғиштур, — деди.

Әнеяс дәрһал орнидин турди. 35Буни көргән Лидда шәһиридики вә Шарон районидики нурғун адәмләр Рәббимиз Әйсаға ишәнди.

36Җаффа шәһиридә Табита исимлиқ бир аял мәсиһий бар еди. (Грекчә исми «Доркас» болуп, «кейик» дегән мәнада.) У һәр вақит яхши иш қилидиған болуп, намратларға ярдәм берәтти. 37Бир күни у кесәл болуп, өлүп кәтти. Кишиләр җәсәтни жуюп кепинләп, үстүнки қәвәттики өйгә ятқузуп қойди. 38Җаффа шәһири Лидда шәһиригә йеқин еди. Шуңа Җаффадики мәсиһийләр Петрусниң Лиддада екәнлигини аңлап, униң алдиға икки адәм әвәтип:

— Чапсан йетип келиң! — дәп тәклип қилди. 39Петрус дәрһал йолға чиқип, улар билән биллә Җаффаға кәлди.

Петрус Җаффаға йетип келиши билән үстүнки қәвәттики өйгә башлап чиқилди. Барлиқ тул аяллар Петрусниң әтрапиға олишип, жиға-зар қилишти вә Доркасниң һаят вақтида өзлиригә тикип бәргән кийимлирини униңға көрситишти.

40Петрус һәммисини чиқириветип, тизлинип олтирип, Худаға дуа қилғандин кейин, җәсәткә қарап:

— Табита, орнуңдин тур! — деди.

Табита көзини ечип, Петрусни көрүп, бешини көтирип олтарди. 41Петрус алдиға берип, уни йөләп турғузди вә тул аяллар билән башқа мәсиһийләрни чақирип, Доркасни уларға тирик тапшуруп бәрди. 42Бу хәвәр пүтүн Җаффаға тарқилип, нурғун кишиләр Рәббимиз Әйсаға ишәнди. 43Петрус Җаффада Шимон исимлиқ бир терә әйлигүчиниң өйидә бир мәзгил турди.


10

Римлиқ йүз бешиға периштәниң көрүнүши

1Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у Рим қошунидики «Италия» дәп аталған қисимниң йүз беши еди. 2У Худани қәдирләйдиған адәм болуп, өзи вә өйдикилириниң һәммиси Худаға ибадәт қилатти. У гәрчә йәһудийларниң хуши йоқ римлиқлардин болсиму, мәртлик билән намрат йәһудийларға пул берәтти вә дайим Худаға дуа қилатти. 3Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә униңға бир ғайибанә аламәт көрүнди. У Худаниң бир периш­тәсиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Периштә уни:

— Корнилий! — дәп чақирди.

4Корнилий интайин чөчүгән һалда униңға көзлирини тикип:

— Тәхсир, немә иш? — дәп сориди.

Периштә униңға:

— Сениң дуалириң вә намратларға қилған хәйир-сахавитиң һәққи­дики хәвәрләр Худаға йәтти. 5Әнди сән Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ кишини чақиртип кәл. 6У Шимон исимлиқ бир терә әйлигүчиниң өйидә меһман болуп туруватиду. Шимонниң өйи болса деңиз бойида, — деди.

7Униңға гәп қилған периштә ғайип болғандин кейин, Корнилий өй хизмәтчилиридин иккисини вә шәхсий ярдәмчилири ичидики садақәт­мән бир ләшкәрни чақирди. 8Болған ишларни уқтурғандин кейин, уларни Җаффаға әвәтти.

Петрусқа Худадин көрүнүш келиши

9Әтиси улар Җаффаға йеқин барғанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти. 10Униң қосиғи ечип, бир нәрсә йегүси кәлгән еди. Тамақ тәйярлиниватқанда, Петрусниң көзигә бир ғайибанә аламәт көрүнди. 11Асман ечилип, кәң дәстихандәк бир нәрсиниң төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшириливатқанлиғидәк бир һаләтни көрди. 12Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар болуп, уларниң арисида һарам һайванларму бар еди. 13Униңға:

— Орнуңдин тур, Петрус, уларни союп йә! — дегән аваз аңланди.

14— Әй Рәббим, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак, һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән! — деди Петрус.

15Бирақ Петрусқа йәнә:

— Худа һалал дегәнни сән һарам десәң болмайду, — дегән аваз аңланди.

16Бу иш үч қетим тәкрарлинип, дәстиханға охшайдиған һелиқи нәрсә асманға елип чиқип кетилди.

17Петрус көзигә көрүнгән аламәтниң мәнасини чүшинәлмәй ойлап турғанда, Корнилий әвәткән кишиләр Шимонниң өйини тепип, дәр­ваза алдида туруп:

18— Симун Петрус исимлиқ бир меһман бу йәрдә турамду, қандақ? — дәп вақириди.

19Петрус техичә һелиқи ғайибанә аламәтниң мәнаси зади немиду, дәп ойлавататти. Муқәддәс Роһ униңға:

— Сени үч адәм издәп кәлди. 20Пәскә чүш. Улар йәһудий болми­симу, уларни капир демәй вә иккиләнмәй улар билән биллә бар, чүнки уларни Мән әвәттим, — деди.

21Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә:

— Силәр издигән киши мән болимән. Бу яққа келишиңларниң сәвәви немикин? — дәп сориди.

22— Бизни римлиқ йүз беши Корнилий әвәтти. У Худаға ибадәт қилидиған дурус адәм болуп, пүтүн йәһудий хәлқиниң һөрмитигә сазавәрдур. Худаниң бир муқәддәс периштәси униңға сизни өйигә чақиртип, тәлимиңизни аңлашни буйруған, — дәп җавап бәрди улар. 23Бу сөзләрни аңлиған Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қонду­руп меһман қилди.

Әтиси Петрус улар билән биллә йолға чиқти. Җаффадики мәсиһий­ләрниң бәзилириму улар билән биллә барди. 24Иккинчи күни улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә жиғип, Петрусларни күтүп туратти. 25Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға баш қоюп сәҗдә қилди. 26Петрус дәрһал уни йөләп турғузуп:

— Орнуңиздин туруң! Мәнму сизгә охшашла бир адәм! — деди.

27Петрус Корнилийгә гәп қилғач өйгә кирди. У өйниң ичигә жиғил­ған җамаәтни көрүп, 28уларға:

— Силәргә мәлумки, биз йәһудийларниң йәһудий әмәсләр билән алақә қилишимиз әнъәнивий қаидимизгә хилап, һәтта өйлириңларға кирсәкму болмайду. Лекин Худа маңа бир көрүнүш арқилиқ һәр қан­дақ кишини напак демәслигим керәклигини көрсәтти. 29Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, иккиләнмәй алдиңларға кәлдим. Әнди мениң соримақчи болғиним, мени немишкә чақирдиңлар? — деди.

30Корнилий мундақ деди:

— Төрт күнниң алдида, дәл мошу вақитта, йәни чүштин кейин саат үчләрдә, мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир периштә адәм шәклидә алдимда пәйда болуп: 31«Корнилий! Дуайиң Худаға йәтти. Худа намратларға қилған хәйир-саха­­витиңдинму хәвәрдар. 32Шуңа Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У терә әйлигүчи Шимонниң өйидә меһман болуп туриду. Шимонниң өйи деңиз бойида», деди. 33Шуниң үчүн дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири­ниң қәдәм тәшрип қилғанлири толиму убдан болди. Әнди биз һәммимиз Худа өзлиригә дегән барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида тәйяр туруптимиз.

Худаниң йәһудий әмәсләрниму қобул қилиши

34-35Петрус сөзини башлап мундақ деди:

— Худаниң һәр қандақ адәмни, мәйли у қайси милләттин болуши­дин қәтъий нәзәр тәң көридиғанлиғини, садақәтмән вә тоғра иш қилидиған киши болсила, Худаниң уни қобул қилидиғанлиғини әнди чүшәндим. 36Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди. 37Силәрниң Йәһия пәйғәмбәр чөмүлдүрүш чақириғини йәткүзгәндин тартип, Җәлилийә өлкисидин башлап пүткүл Йәһудийә зиминлирида йүз бәргән насирәлик Әйсаға мунасивәтлик зор вақиәләрдин хәвириңлар бар. 38Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди. 39Биз әлчиләр Униң Йерусалим вә Исраилниң башқа йәрлиридә қилған пүтүн ишлириниң гувачилири. Гәрчә һәзрити Әйса Йерусалимда чапрас яғачқа миқлинип өлтүрүлгән болсиму, 40-41үчинчи күни Худа Уни қайта тирилдүрүп кишиләр арисида намайән қилди. Бирақ һәммә кишигә әмәс, пәқәт Өзи таллиған гувачилар, йәни У өлүмдин тирилгәндин кейин Униң билән бир дәстиханда олтарған биз әлчиләр арисида намайән қилди. 42У бизниң Хуш Хәвәрни йәткүзүшимизни, тирикләр вә өлгәнләрниң Сорақчиси қилинип тайинланған Кишиниң Өзи екәнлигини хәлиққә җакалишимизни буйриди. 43Пәйғәмбәр­ләрниң һәммиси У һәқтә: «Һәзрити Әйсаға ишәнгәнләрниң гуналири Униң нами билән кәчүрүм қилиниду», дегән.

Муқәддәс Роһниң йәһудий әмәс милләтләргә чүшүши

44Петрус Худаниң бу сөзлирини қиливатқанда, аңлаватқан һәммә кишиниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти. 45Петрус билән биллә Җаффадин кәлгән һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийлар Худаниң Муқәддәс Роһни йәһудий әмәсләргиму ата қилғанлиғини көрүп бәк һәйран болушти. 46Уларниң башқиларниң өзлиригиму намәлум болған тилларда сөзлишип, Худаниң улуқлуғини мәдһийиләватқанлиғини аңлиғанлиғи шүбһисиз еди. Шуңа Петрус:

47— Худа худди бизгә ата қилғандәк, уларғиму Муқәддәс Роһни ата қилған турса, уларни суға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа ким қошул­матти?! — деди.

48Шуниң билән Петрус уларниң Әйса Мәсиһниң намида чөмүл­дүрү­лүшини буйриди. Кейин уларниң тәливи бойичә Петрус улар билән биллә бир нәччә күн турди.


11

Петрусниң башқа милләт кишилириниң чөмүлдүрүлүшини ақлиши

1Әлчиләр вә пүткүл Йәһудийә өлкисидики башқа мәсиһийләр бәзи йәһудий әмәсләрниңму Худаниң сөзини қобул қилған­лиғини аңлиди. 2Шуңа Петрус Йерусалимға қайтқанда, һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийларниң бәзилири уни әйипләп:

3— Сениң хәтнә қилинмиған йәһудий әмәсләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болғиниң зади қандақ иш?! — деди.

4Петрус пүтүн ишниң җәриянини уларға бир-бирләп чүшәндүрди.

5У мундақ деди:

— Җаффа шәһиридә дуа қиливатқинимда, бир ғайибанә аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтап қалди. 6Сәп селип қарисам, униң ичидә һәр хил төрт путлуқ һайванлар, явайи һайванатлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар екән. 7Кейин маңа: «Орнуңдин тур, Петрус, уларни союп йә!» дегән аваз аңланди. 8Мән: «Әй Рәббим, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һәр қандақ напак, һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән!» дедим. 9Бирақ маңа йәнә: «Худа һалал дегәнни сән һарам демә», дегән аваз аңланди. 10Бу иш үч қетим шундақ тәкрарлинип, ахири һелиқи нәрсә асманға елип чиқип кетилди. 11Дәл шу чағда Қәйсәрийәдин мени чақиришқа әвәтилгән үч киши мән турған өйниң дәрвазисиниң алдиға кәлди. 12Муқәддәс Роһ мени, гәрчә улар йәһудий болмисиму, иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйриди. Җаффадин кәлгән бу алтә қериндашму мениң билән биллә барди. Қәйсәрийәгә йетип келип, Корнилий исимлиқ адәмниң өйигә кирдуқ. 13Корнилий бизгә өзиниң өйидә бир периштәни қандақ көргәнлигини ейтти. Периштә униңға: «Сән Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл, 14у саңа сениң вә аиләңниң қутқузулуш йолини сөзләп бериду», дегән екән.

15Мән гәп қилишқа башлиғанда, Муқәддәс Роһ худди бурун бизниң вуҗудумизға чүшкинидәк, уларғиму чүшти. 16Шу чағда Рәббимиз Әйсаниң: «Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни чөмүлдүргән, лекин силәр Муқәддәс Роһқа чөмдүрүлисиләр», дегинини есимгә алдим. 17Наһа­йити рошәнки, биз Әйса Мәсиһкә ишәнгәнликтин, Худа бизгә Өзиниң Роһини ата қилғиниға охшаш, Уни йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Шундақ турса, мән Худаға қандақму тосқун­луқ қилалаттим?!

18Улар бу сөзләрни аңлиғанда, Петрусни әйипләшни тохтитип, Худа­­ға мәдһийә ейтип:

— Йәһудий әмәсләрму яман йоллиридин йенип товва қилса, Худа уларғиму мәңгү һаятқа еришиш пурсити яритип беридикән! — дейишти.

Антакя шәһиридики мәсиһийләр

19У чағда Истипанниң өлтүрүлүш вақиәсидин кейин чиққан зиян­кәш­лик түпәйлидин һәр қайси җайларға тарқилип кәткән мәсиһийләрниң бәзилири һәтта Фәникийә райони, Сипрус арили вә Сурийәдики Антакя шәһири дегән җайларға кетишти. Улар Худаниң сөзини пәқәт йәһудийларғила йәткүзәтти. 20Лекин Сипрус арили вә Кирини шәһиридин кәлгән бәзи мәсиһийләр Антакя шәһиригә берип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргиму йәткүзди. 21Рәббимизниң күч-қудрити улар билән биллә болғачқа, нурғун кишиләр уларниң сөзлиригә ишинип, Рәббимиз Әйсаға ишәнди.

22Бу хәвәр Йерусалимдики мәсиһийләр җамаитигә йетип кәлди. Улар билип беқиш үчүн Барнабани Антакяға әвәтти. 23Барнаба йетип берип, Худаниң у йәрдики хәлиққә бәхит ата қилғанлиғини көрүп, хошал болди. У көпчиликни җан-дили билән Рәббимиз Әйсаға садиқ болушқа илһамландурди. 24У Муқәддәс Роһқа чөмгән, имани камил, яхши бир адәм болуп, униң түрткисидә нурғун адәм Рәббимиз Әйсаға ишәнди.

25Кейин Барнаба Тарсус шәһиригә Саулни издәп берип, 26уни тепип Антакяға елип кәлди. Иккиси мәсиһийләр җамаити билән биллә толуқ бир жил туруп, нурғун адәмгә һәзрити Әйса һәққидә тәлим бәрди. Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләрни «мәсиһийләр»* дәп аташ Антакядин башланди.

27У күнләрдә Йерусалимдин Антакяға бәзи пәйғәмбәрләр кәлди. 28Булардин Агабус исимлиқ бири Муқәддәс Роһниң тәсири билән оттуриға чиқип, пүткүл Рим дуниясида қаттиқ ачарчилиқ болиди­ған­лиғини алдин-ала ейтти. (Бу ачарчилиқ дәрвәқә Клавдиюс падиша һөкүм сүргән жилларда йүз бәрди.) 29Буниң билән Антакядики мәсиһий­ләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди. 30Улар бу қарарни әмәлгә ашуруп, топлиған сәдиқә пуллирини Барнаба вә Саул арқилиқ Йәһудийәдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилиригә йәткүзүп бәрди.



*26. Йәһудийлар күткән Қутқазғучи ибраний тилида «Мәсиһ» дәп аталған еди. Шуңа һәзрити Әйсаға ишәнгәнләр «мәсиһийләр» дәп аталған.



 

12

Мәсиһийләрниң техиму көп зиянкәшликләргә учриши

1Шу чағларда Һирод хан мәсиһийләр җамаитидики бәзи киши­ләрни тутуп, уларға зиянкәшлик қилишқа башлиди. 2У Юһаннаниң акиси Яқупниң каллисини алдурди. 3Өзиниң бу һәрикитидин йәһудийларниң рази болғанлиғини көрүп, Петрусни тутқун қилишни буйриди. Бу вақиә «Петир нан» һейти мәзгилидә йүз бәрди. 4Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, һәр бири төрт ләшкәрдин тәшкил тапқан төрт новәтчи қаравуллар топиға тапшурди. Һейттин кейин Һирод хан уни очуқ сот қилип өлтүрмәкчи болди. 5Петрус зинданда тутуп турулди. Лекин мәсиһийләр җамаитидики қериндашлар униң үчүн Худаға сәмимий дуа қилишти.

Петрусниң зиндандин қутқузулуши

6Һирод хан Петрусни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси Петрус икки зәнҗир билән бағланған болуп, икки қаравулниң оттури­сида ухлавататти. Ишикниң сиртиғиму қаравул қоюлған еди. 7Туюқсиз зинданға күчлүк бир йоруқ нур чүшүп, Худаниң бир периштәси көрүнди. Периштә Петрусниң мүрисигә қеқип:

— Тез тур! — дәп ойғатти.

Петрусниң қоллиридики зәнҗир шу ан бошап чүшүп кәтти. 8Периштә униңға:

— Кийимиңни кийивал. Айиғиңниму кий, — деди.

Петрус униң дегинини қилди. Периштә йәнә:

— Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң, — деди.

9Петрус униңға әгишип зиндандин чиқти, бирақ у периштәниң қиливатқининиң растлиғини билмәй, бир ғайибанә аламәт көрүпти­мән, дәп ойлиған еди. 10Улар биринчи вә иккинчи қаравул постидин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза өзлүгидин ечилип кәтти. Улар дәрвазидин чиқип, бир кочи­дин өткәндә, периштә туюқсиз Петрусниң йенидин ғайип болди.

11Шу чағда Петрус есигә келип, өзигә: «Әнди мән бу ишниң растли­ғини билдим. Рәббим бир периштә әвәтип, мени Һирод ханниң қолидин вә йәһудийларниң маңа қилмақчи болған барлиқ зиянкәш­лигидин қутқузупту», деди.

12Петрус бу әһвални чүшинип, Маркус дәпму аталған Юһаннаниң аниси Мәрийәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип, дуа-тилавәт қиливататти. 13Петрус дәрвазини қаққанда, Рода исимлиқ бир хизмәткар қиз авазни аңлап чиқти. 14У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикниму ачмай жүгрәп кирип, көпчиликкә:

— Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди.

15— Сараң болуп қалдиңму?! — дейишти улар. Лекин хизмәткар қиз раст, дәп турувалди. Улар:

— Бу униң роһи болса керәк! — дейишти.

16Петрус дәрвазини қеқивәргәндин кейин, улар чиқип дәрвазини ечип қариса, дәрвәқә у екән! Һәммиси аң-таң болушти. 17Петрус көпчи­­ликкә аваз чиқармаслиққа қол ишаритини қилип, уларға Худаниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини чүшәндүрди. Андин кейин у:

— Бу хәвәрни Яқупқа* вә башқиларға уқтуруп қоюңлар, — дәп өзи у йәрдин башқа яққа кәтти.

18Таң атқанда қаравуллар алақзадә болушуп кәтти. Улар Петрусниң қандақ чиқип кәткәнлигини биләлмиди. 19Һирод хан уни издәшкә әмир қилди, лекин униң из-деригини тапалмиди. Шуниң билән у қаравулларни сорақ қилип, уларға өлүм җазаси беришни буйриди. Униңдин кейин Һирод хан Йәһудийә өлкисидин Қәйсәрийә шәһиригә қайтип кәтти.

Һирод Агрипа ханниң өлүми

20Кейин Һирод хан Тир вә Сидон хәлқигә қаттиқ аччиқланди. Бу хәлиқләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алидиған болғачқа, улар бирлишип, Һирод хан билән яришивелиш үчүн униң алдиға вәкил әвәтти. Улар алди билән Виластус исимлиқ муһим әмәлдарниң һисдашлиғини қолға кәлтүрди.

21Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һирод ханлиқ тонини кийип, тәхти­дә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди. 22Улар:

— Бу адәмниң сөзлири әмәс, бәлки худаларниң бириниң сөзидур! — дәп жуқури аваз билән уни махташти.

23Һирод Худаға тәәллуқ шан-шәрәпни өзиниң қиливалғанлиғи үчүн, Худаниң периштәси шу ан уни урди. Нәтиҗидә у қурутлап өлди.

24Лекин Худаниң сөзи давамлиқ тарқилип, Униңға ишәнгүчи­ләрниң сани көпәймәктә еди. 25Барнаба билән Саул Йерусалимда сәдиқә пулни тапшуруп бәргәндин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Юһанна (Маркус)ни биллә елип кәтти.



*17. Яқуп — һәзрити Әйсаниң иниси вә мәсиһийләр җамаитиниң баш йетәкчиси.



 

13

Муқәддәс Роһниң Барнаба билән Саулни әвәтиши

1Антакядики мәсиһийләр җамаитидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнаба, «Қара» ләқәмлик Шимон, киринилик Луки, Һирод хан билән биллә чоң болған Менаһен вә Саул қатарлиқлар еди. 2Бир күни улар Худаға ибадәт қилип, роза тутуватқан вақтида Муқәддәс Роһ уларға:

— Барнаба билән Саулни Мән чақирған хизмәтләрни қилишқа аҗритиңлар, — деди.

3Шуниң билән улар йәнә азирақ вақит роза тутуп, дуа қилғандин кейин, Барнаба билән Саулни хизмәткә аҗритиш үчүн, уларниң учисиға қоллирини тәккүзүп уларни узитип қойди.

Барнаба билән Саул Сипруста

4Муқәддәс Роһниң буйруғи билән йолға чиққан Барнаба билән Саул Сәләкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә олтирип, Сипрус дегән аралға қарап йолға чиқти. 5Улар Саламис шәһиригә йетип келип, йәһудий ибадәтханилирида Худаниң сөзлирини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна (Маркус) уларниң ишлириға ярдәмләшти.

6Улар пүтүн арални арилап чиқип, Пафос шәһиригә кәлди. Улар у йәрдә өзини пәйғәмбәр дәп атавалған Барйәшу исимлиқ бир йәһудий сехиргәр билән учришип қалди. 7У сехиргәр бу аралниң билимлик римлиқ һакими Сергиюс Паулниң тонуши еди. Һаким Сергиюс Барнаба билән Саулни чақиртип, Худаниң сөзлирини аңлимақчи болди. 8Лекин һелиқи сехиргәр (униң грекчә исми Әлимас болуп, сехиргәр дегән мәнада) қарши чиқип, һакимниң Әйса Мәсиһкә ишини­шигә тосалғулуқ қилишқа тиришти. 9Бирақ Муқәддәс Роһқа чөмгән Саул (грекчә исми Павлус* ) һелиқи сехиргәргә тиклинип қарап, 10униңға:

— Һәй, шәйтанниң оғли! Һәммә адиллиқниң дүшминисән. Қәлбиң һәр хил һелигәрлик вә алдамчилиқ билән толған. Худаниң тоғра йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән? 11Әнди Худа сени җазаға тартиду! Көзлириң кор болуп, бир мәзгил күнниң йоруғини көрәлмәйсән! — деди.

Шу ан Әлимас көзлирини бир қара туман тосиғанлиғини сәзди. У қоллирини узитип, башқиларниң йетәклишини өтүнди. 12Йүз бәргән әһвални көргән һаким уларниң Рәббимиз Әйса һәққидики тәлимлиригә һәйран болуп, һәзрити Әйсаға ишәнди.

Павлусниң йәһудийларға һәзрити Әйса һәққидә ейтқанлири

13Павлус билән униң һәмралири кемигә олтирип, Пафостин Памфи­лийә өлкисиниң Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна (Маркус) улардин айрилип Йерусалимға қайтти. 14Павлуслар болса Пәргә шәһиридин сәпирини давамлаштуруп, Писидийә районидики Антакя шәһиригә берип, дәм елиш күни йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. 15Тәврат вә Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин тәлимләр оқулғандин кейин, ибадәтханиниң җавапкәр адәмлири уларни чақиртип:

— Қериндашлар, әгәр җамаәтни илһамландуридиған гәп-сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди.

16Павлус орнидин туруп, қолини көтирип, халайиқни тиничлитип, мундақ деди:

— Әй исраиллар вә йәһудий әмәс садақәтмәнләр, қулақ селиңлар! 17Исраиллар әзәлдин бери етиқат қилип кәлгән Худа әҗдатлиримизни таллиди. Улар Мисирда яшиған мәзгилдә Худа уларни улуқ бир милләт қилди. Худа күч-қудритини көрситип, қуллуқ әһвалға чүшүп қалған уларни Мисирдин қутқузуп чиқти, 18чөлдә уларға тәхминән қириқ жил ғәмхорлуқ қилди. 19У Қанан зиминидики йәттә милләтни йоқитип, уларниң зиминлирини исраил хәлқигә зиминлиққа бәрди. 20Бу ишларға илгири ахир болуп төрт йүз әллик жил кәтти.

Кейин Худа Самуил пәйғәмбәрниң заманиғичә уларға батур йетәк­чи­ләрни тикләп бәрди. 21Кейин улар Самуил пәйғәмбәрдин бир падиша тайинлашни тәләп қилған еди. Шуңа Худа уларға Бинямин қәбилисидин Киш исимлиқ адәмниң оғли Саулни таллап бәрди. Саул қириқ жил падишалиқ қилди. 22Бирақ Худа Саулни тәхтидин чүширип, Давутни падиша қилип бәрди. Худа Падиша Давут һәққидә мундақ дегән еди: «Йишайниң оғли Давут Мени бәк хуш қилди. У Мән немә десәм, шуни қилиду!» 23Худа бурун вәдә бәргинидәк, Давут падишаниң әвлатлиридин исраилларға бир Қутқазғучи тайинлиди. У — һәзрити Әйсаниң Өзидур! 24Һәзрити Әйса Өзиниң вәзиписини башлаштин бурун, Йәһия пәйғәмбәр чиқип, исраил хәлқини гуналириға товва қилип чөмүлдүрүшни қобул қилишқа дәвәт қилди. 25Йәһия пәйғәмбәр вәзипини тамамлаш алдида, халайиққа мундақ дегән еди: «Силәр мени ким дәйсиләр? Мени Худа әвәтидиған Қутқаз­ғу­чи дәмсиләр? Яқ! Мән силәр күткән Адәм әмәсмән. У мәндин кейин келиду, мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!»

26Әй Ибраһимниң әвлатлири болған қериндашлар вә йәһудий динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр, қулақ селиңлар! Худа һәмми­миз­ни қутқузулсун дәп, бу Хуш Хәвәрни йәткүзди. 27Йерусалим хәлқи вә уларниң башлиқлири һәр дәм елиш күни ибадәтханида пәйғәмбәрләрниң һәзрити Әйса тоғрисидики язған сөзлириниң оқулушини аңлисиму чүшәнмәтти, һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи екәнлигини тонуп йәтмигән еди. Уларниң һәзрити Әйсани өлүм җазасиға лайиқ дейиши билән, пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтқан­лири әмәлгә ашти. 28Улар һәзрити Әйсани өлүм җазасиға һөкүм қилишқа бирәр гуна тапалмиған болсиму, һаким Пилатустин йәнила Униңға өлүм җазасини беришни тәләп қилди. Пилатус қошулди. 29Улар бу ишларни пәйғәмбәрләрниң Қутқазғучи һәққидә алдин-ала ейтқанлирини билмәстин қилди. Һәзрити Әйса өлгәндин кейин, Униң җәсиди чапрас яғачтин чүширилип, дәпнә қилинди. 30Лекин Худа һәзрити Әйсани өлүмдин тирилдүрди! 31Тирилгәндин кейин һәзрити Әйса бурун Өзи билән биллә Җәлилийә өлкисидин Йерусалимғичә әгишип кәлгәнләргә көп қетим көрүнди. Һазир бу кишиләр исраил хәлқигә һәзрити Әйсаниң гувачиси болуватиду.

32-33Бизму һазир бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүватимиз. Худа һәзрити Әйсани тирилдүрүш билән, әҗдатлиримизға қилған вәдиси­ни бизниң дәвримиздә әмәлгә ашурди! Бу һәқтә падиша Давут Зәбурниң иккинчи нәзмисидә алдин-ала мундақ хатирилигән: «Сән Мениң Оғлум. Бүгүн Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим».* 34Худа­ниң һәзрити Әйсани мәңгү чиримас қилип тирилдүргәнлиги һәққидә Муқәддәс Язмиларда алдин-ала мундақ йезилған: «Падиша Давутқа қилған вәдәмдә туруп, силәргә муқәддәс вә муқәррәр бәхит ата қилимән!» 35Бу һәқтә Зәбурниң йәнә бир йеридә техиму айдиңлаш­ту­рулуп мундақ йезилған: «Худа, Сән садиқ Хизмәткариңниң тениниң­му чиришигә йол қоймайсән». 36Бу йәрдики «садиқ Хизмәткар» дегән сөз падиша Давутқа қаритилған әмәс. Чүнки падиша Давут өзиниң заманида Худаниң ирадиси бойичә хизмәт қилип, аләмдин өтүп йәргә көмүлгән. Униң тени чирип кәткән. 37Һәзрити Әйса болса, Худа тәрипидин тирилдүрүлди. Униң тени пәқәт чиримиди. 38Шуңа, қериндашлар, шуни билишиңлар керәкки, бизниң силәргә йәткүзү­ватқан гунадин кәчүрүм қилиниш йоли һәзрити Әйсаниң қилғанлири арқилиқла мүмкин болиду. 39Муса пәйғәмбәргә чүширилгән Тәврат қануниға бойсунушқа һәр қанчә тиришсаңларму, гуналириңлар кәчүрүм қилинмайду. Худа пәқәт һәзрити Әйса арқилиқла силәрни һәққаний адәм дәп қарайду. 40Шуңа пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан балаю-апәт бешиңларға келип қалмаслиқ үчүн, еһтият қилип, уларниң сөзлиригә диққәт қилиңлар:

41«Қулақ селиңлар, әй Мени мәсқирә қиливатқанлар!

Алақзадиликкә чүшүп, өлисиләр!

Чүнки Мениң заманиңларда қилмақчи болған ишлиримни көргиниңларда,

Кишиләр уни силәргә чүшәндүрсиму ишәнмәйсиләр!»

42Павлус билән Барнаба ибадәтханидин чиқиватқанда, җамаәт улар­ни келәрки дәм елиш күни бу ишлар һәққидә йәнә тәлим беришкә тәклип қилди. 43Җамаәт тарқалғанда, нурғун йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабаға әгәшти. Бу иккиси уларға сөз қилип, «Худаниң меһир-шәпқитидә яшашни давамлаштуруңлар!» дәп илһамландурди.

Павлусниң йәһудий әмәсләргә йүзлиниши

44Кейинки дәм елиш күни пүтүн шәһәр хәлқи дегидәк Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрни аңлиғили келишти. 45Бирақ бунчә көп адәмләрни көргән бир қисим йәһудийлар көрәлмәслик қилишқа башлиди. Улар Павлусниң сөзлирини рәт қилди вә уни һақарәтлиди. 46Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди:

— Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлири­мизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрми­диңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз! 47Чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа бизгә мундақ буйруған:

«Йәр йүзиниң бу четидин у четигичә барлиқ инсанларниң қутқузулуши үчүн,

Сени йәһудий әмәсләргә Нур қилип әвәттим».

48Йәһудий әмәсләр бу сөзни аңлап, хошал болушти вә һәзрити Әйса һәққидики бу тәлимләр үчүн Худаға мәдһийә ейтишти. Худа тәрипидин мәңгүлүк һаятни қобул қилишқа талланғанларниң һәм­миси һәзрити Әйсаға ишәнди.

49Шундақ қилип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәр пүтүн зимин­ға кәң тарқалди. 50Бирақ йәһудийлар шәһәр башлиқлирини вә абройлуқ диндар аялларни Павлус билән Барнабаға қарши туруш­қа қутратти. Улар у иккисигә зиянкәшлик қилғузуп, уларни өз йәрлиридин қоғлап чиқарди. 51Шуңа Павлус билән Барнаба һелиқи йәһудийларни әйипләш үчүн аяқлиридики топини қеқиве­тип, Коня шәһиригә кетип қалди. 52Антакядики мәсиһийләр болса, хошаллиққа һәм Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә чөмди.



*9. Саул йәһудий әмәсләрниң арисида Хуш Хәвәр тарқатқанда, өзиниң грекчә исми «Павлусни» қолланған.

*32-33. Қедимки заманларда Исраилда бир киши падиша қилип тайинланғанда, Худаниң оғли дәп атилатти. Әйни вақитта Исраил падишасиға қаритилған бу сөз бу йәрдә нәқил кәлтүрүлүп, Худаниң Әйса Мәсиһни тирилдүргәнлиги билән, Уни асманда тәхткә олтарғузуп, Падиша қилғанлиғи көрситилиду.



 

14

Павлус билән Барнаба Коня шәһиридә

1Павлус билән Барнаба Коня шәһиридиму адити бойичә йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. Улар җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә нурғун йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәргә ишәнди. 2Бирақ ишәнмигән йәһудийлар башқа йәһудий әмәсләрниң идеясини зәһәрләп, уларни мәсиһийләргә қарши турушқа қутратти. 3Павлус билән Барнаба у йәрдә хелә узун туруп, Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити тоғриси­дики Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзди. Рәббимиз Әйсаму уларға мөҗүзә вә карамәтләрни көрситиш қабилийитини берип, улар йәткүзгән Хуш Хәвәрниң раст екәнлигини испатлиди. 4Буниң билән шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кәтти. Бәзилири һәзрити Әйсаға ишәнмәйдиған йәһудийлар тәрәптә, бәзилири болса әлчиләр тәрәптә турди. 5Ахирида һәзрити Әйсаға ишәнмәйдиған йәһудийлар билән йәһудий әмәсләр өз башлиқлири билән бирликтә әлчиләрни қийнап, чалма-кесәк қилип өлтүрмәкчи болди. 6-7Бу иштин хәвәр тапқан Павлус билән Барнаба шәһәрдин қечип, Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәм әтраптики җайларға берип, Хуш Хәвәрни давамлиқ тарқитивәрди.

Листра вә Дәрбә шәһәрлиридә

8Шу чағда Листра шәһиридә бир туғма паләч адәм бар еди. 9Бу адәм Павлусниң сөзлиригә қулақ селип олтиратти. Уни диққәт билән күзәткән Павлус униң һәзрити Әйсаға ишәнгәнлигини вә сақайтилип кетишкә ишәнчи барлиғини сезип, 10жуқури аваз билән:

— Орнуңдин тур! — деди.

Һелиқи адәм шу ан дәс туруп меңишқа башлиди. 11Павлусниң бу карамитини көргән көпчилик ликавуня тили билән:

— Худалар инсан қияпитидә аримизға кәпту! — дәп вақиришип кәтти. 12Улар Барнабани илаһ Зеус,* дәп аташти. Павлус көпирәк сөзли­гән­лиги үчүн, уни илаһ Һермис, дәп аташти. 13Шәһәрниң сиртида «Зеус илаһниң» бутханиси бар еди. Шу бутханида ишләйди­ған роһаний хәлиқ билән биллә әлчиләргә атап қурванлиқ қилмақчи болуп, шәһәр дәрвазисиға өкүз вә гүл чәмбирәкләрни елип кәлди.

14Барнаба билән Павлус уларниң қилмақчи болған ишини аңлап, жиркәнгән һалда наразилиқ билдүрүш үчүн көйнәклирини житип, көпчиликниң арисиға жүгрәп кирип, вақирап мундақ деди:

15— Ундақ қилмаңлар! Бизму адәм, силәргә охшаш инсан! Биз силәргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә кәлдуқ. Хуш Хәвәр шуки: әрзимәс нәрсиләргә ибадәт қилмай, мәңгү һаят болған бирдин-бир Худағила ибадәт қилиңлар! У асман-зимин, деңиз-муһит вә униңдики барлиқ мәхлуқларни яратқан Худадур! 16Бурунқи заманларда Худа һәр қайси әлләрниң адәмлирини өзлири таллиған йолда меңишиға қоюп бәргән. 17Шундақтиму У Өзиниң моҗутлуғини һемишәм испатлап кәлгән. У һемишәм һәммимизгә шапаәт қилип, ямғурни өз вақтида яғдуруп мол һосул беғишлап, рисқимизни берип, қәлбимизни хошал­лиқ­қа чөмдүрди. Шундақ әмәсму?

18Улар бу сөзләрни қилған болсиму, халайиқниң уларға атап қурван­лиқ қилишини тосап қалалмиғили тасла қалди. 19Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин кәлгән бәзи йәһудийлар кишиләрни қутратти. Нәтиҗидә хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди. Улар Павлус­ни өлди дәп ойлап, шәһәр сиртиға сөрәп апирип ташлавәтти. 20Лекин мәсиһий­ләр униң әтрапиға топланғанда, Павлус орнидин туруп, шәһәргә қайтип кирди. Әтиси у Барнаба билән биллә Дәрбә шәһиригә кәтти.

Павлусниң Антакяға қайтип келиши

21Павлус билән Барнаба Дәрбә шәһиридә Хуш Хәвәр йәткүзүп, нур­ғун адәмләрни һәзрити Әйсаға ишинишкә йетәклиди. Кейин иккиси Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди. 22Улар у йәрләр­дә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтип, давамлиқ Рәббимиз Әйсаға уларни садиқ болушқа илһамландурди.

Улар мәсиһийләргә мундақ деди:

— Биз Худаниң Падишалиғиға кириш үчүн, чоқум нурғун җапалар­ни бешимиздин өткүзүшимизгә тоғра келиду.

23Павлус билән Барнаба йәнә һәр қайси мәсиһийләр җамаитигә йетәкчиләрни бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири ишинидиған Рәббимиз Әйсаға тапшурди. 24Иккиси Писидийә районидин өтүп, Памфилийә өлкисигә кәлди. 25Улар Пәргә шәһиридә Худаниң сөзлирини йәткүзгәндин кейин, деңиз бойидики Анталя шәһиригә барди. 26Андин у йәрдин кемигә олтирип, Сурийәдики Антакяға қайтти. Улар өзлири тамамлиған бу вәзипини ада қилиштин бурун, Антакядики мәсиһийләрниң дуасини алған болуп, мәсиһийләр уларни Худаға тапшуруп, шу чәт зиминларға Хуш Хәвәр йәткүзүшкә әвәткән еди. 27Улар Антакяға қайтип келип, мәсиһийләрни бир йәргә җәм қилип, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қандақ ишларни қилған­лиғини вә Худаниң йәһудий әмәсләргә қандақ йол ечип, уларниму ишәнчи арқилиқ қутқузғанлиғини сөзләп бәрди. 28Улар у йәрдә мәсиһийләр билән биллә узун мәзгил турди.



*12. Зеус вә Һермис — Зеус қедимки грекларниң әң чоң худаси. Һермис болса Зеусниң хусусий ярдәмчиси вә натиғи.



 

15

Йерусалимдики жиғин

1Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкиси­дин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә:

— Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузул­майсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.

2Бу мәсилә тоғрисида Павлус билән Барнаба иккиси улар билән кәскин муназирә вә талаш-тартиш қилишти. Шуңа Антакядики мәсиһий­ләр Павлус билән Барнабаға бир нәччә адәм қошуп: «Бу мәсилини һәл қилиш үчүн Йерусалимға берип, башқа әлчиләр вә мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән көрүшүңлар», дәп қарар қилди.

3Шундақ қилип, Антакядики мәсиһийләр Павлусларни йолға салди. Улар сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә йәһудий әмәсләрниңму яман йоллиридин йенип, һәзрити Әйсаға йүзләнгәнлик вақиәсини сөзлиди. Бу хәвәрни аңлиған пүткүл мәсиһийләр наһайити хурсән болушти. 4Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, әлчиләр, йетәкчиләр вә башқа мәсиһийләрниң қарши елишиға муйәссәр болди. Улар көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ қилған ишлирини йәткүзди. 5Лекин пәрисий диний еқимидикиләрдин һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзиләр орнидин турушуп:

— Һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудий әмәсләрму хәтнә қилинмиса болмайду. Униңдин башқа Тәвраттики барлиқ түзүмгә әмәл қилиши керәк, — деди.

6Шуңа әлчиләр билән йетәкчиләр бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти. 7Узун сөһбәтлишиштин кейин Петрус орнидин туруп мундақ деди:

— Қериндашлар, Худаниң мени бир нәччә жил бурун силәрниң ичиңлардин йәһудий әмәсләргә Хуш Хәвәр йәткүзүп, уларни һәз­рити Әйсаға ишәндүрүшкә таллиғанлиғидин хәвириңлар бар. 8Инсан­ларниң қәлбини билидиған Худа Өзиниң Роһини бизгә ата қилғини­дәк, йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Буниң билән Худа йәһудий әмәсләрниму қобул қилидиғанлиғини билдүрди. 9Худа уларни биз билән тәң көрди. Уларниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчи арқилиқ Худа уларниң қәлбилирини пак қилди. 10Әһвал мана шундақ екән. Әнди силәр немә үчүн йәһудий әмәсләрниң боюнлириға шунчә еғир жүкни артмақчи болисиләр? Уни өзимиз вә әҗдатлиримизму көтирәл­мигән турсақ! Ундақ қилсаңлар, Худаниң йолини синиған болмам­силәр?! 11Яқ! Ундақ қилмаңлар! Биз йәһудийлар Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқитигә тайинип, ишәнчимиз арқилиқ қутқузулғандәк, улар­му шундақ қутқузулиду!

12Петрус гепини аяқлаштурғандин кейин, өйдә җим-җитлиқ һөкүм сүрди. Андин Барнаба билән Павлус чиқип, Худаниң өзлири арқилиқ йәһудий әмәсләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗүзә вә карамәт­лирини баян қилди. 13Улар сөзләп болғандин кейин, Яқуп мундақ деди:

— Қериндашлар, қулақ селиңлар! 14Баятин Петрус Худаниң йәһу­дий әмәсләргиму көңүл бөлидиғанлиғини, йәһудий әмәсләрниң ариси­динму адәм таллап, Өзиниң хәлқи қилғанлиғини чүшәндүрүп өтти. 15Пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириму буниңға пүтүнләй уйғун келиду. Муқәддәс Язмиларда Худаниң Амос пәйғәмбәргә ейтқан мону сөзлири йезилған:

16«Кейин Мән қайтип келип, падиша Давутниң вәйран болған падишалиғини қайтидин қуруп чиқимән.

Уни харабиликтин қайта қуруп, әслигә кәлтүримән.

17Шундақ қилип, башқа һәр қандақ адәм, җүмлидин Мән Өз хәлқим болушқа чақирған йәһудий әмәсләрму Мени тапиду.

Мән — силәрниң Пәрвәрдигариңлар, 18худди бурунла вәдә қилғинимдәк, бу ишларни әмәлгә ашуримән!»

19Яқуп сөзини хуласиләп, мундақ деди:

— Шуниң үчүн мениңчә Худаға ишәнгән йәһудий әмәсләргә орун­сиз тәләп қоймаслиғимиз керәк! 20Пәқәт уларға: «Бутларға атап нәзир қилинған гөшләрни йемәңлар, җинсий әхлақсизлиқ қилмаңлар, қанни вә боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшлириниму йемәңлар!» дәп тапилап, бир парчә хәт язайли. 21Чүнки йәһудийлар Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қанунидики бу тәлимләрни узундин бери һәр дәм елиш күни һәр қайси шәһәрдики ибадәтханиларда жиғилип, үгинип кәлгән.

Йәһудий әмәс мәсиһийләргә йезилған хәт

22Шундақ қилип, әлчиләр, йетәкчиләр вә Йерусалимдики башқа пүтүн мәсиһийләр өзлириниң арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнаба билән биллә Антакяға әвәтишни қарар қилди. Йәһуда (Барсаба дәпму атилиду) билән Силас буниңға тал­лан­ди. Бу иккиси бурундин мәсиһийләрниң һөрмитигә сазавәр болуп кәлгән еди. Хәттә мундақ йезилған:

23«Һөрмәтлик Антакя, Сурийә вә Киликийә өлкилири­дики барлиқ йәһудий әмәс мәсиһийләр! Йерусалимдики қериндашлириңлардин, йәни биз әлчиләр билән йетәкчи­ләрдин силәргә салам!

24Биздин йениңларға барған бәзи кишиләрниң сөзлири силәрни беарам вә паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларниң ундақ сөзләрни қилишини тапшурмиған едуқ. 25Шу сәвәптин биз бу ишни музакирә қилғандин кейин, аримиздин бир нәччә кишини таллап, уларни қәдирдан достлиримиз Барнаба вә Павлус билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ. 26Бу иккиси һаятиниң хәтәргә учришиға қаримай, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хизмитидә болған кишиләрдур. 27Шуңа биз Йәһуда билән Силасниму хетимиздики қарарлиримизни силәргә өз ағзи билән сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ. 28Мәхсәткә кәлсәк, биз Муқәддәс Роһниң ярдими билән зөрүр болған икки-үч бәлгүлимидин сирт силәргә һәр қандақ бир еғир жүк жүклимәсликни қарар қилдуқ. 29Зөрүр болған бәлгү­ли­миләр төвәндикичә: Бутларға атап нәзир қилинған гөшләр­ни йемәңлар. Қанни вә боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшлири­ниму йемәңлар. Җинсий әхлақсизлиқ қилмаңлар. Силәр мошу бир нәччә иштин хали болсаңлар, яхши қилған болисиләр.

Силәргә аманлиқ тиләймиз!»

30Вәкилләр йолға чиқип, Барнаба вә Павлус билән биллә Антакяға барди. У йәрдә пүтүн мәсиһийләрни жиғип, хәтни уларға тапшурди. 31Улар хәттики мәдәт беридиған сөзләрни оқуп, интайин хурсән болушти. 32Йәһуда вә Силаслар пәйғәмбәр болуп, мәсиһийләргә нурғун сөзләрни қилип, уларни илһамландуруп, ишәнчини күчәйт­ти. 33Йерусалимдин кәлгәнләр у йәрдә азирақ вақит туруп, Йерусалим­дики өзлирини әвәткән мәсиһийләрниң қешиға қайтти. Антакядики мәсиһийләр уларни узитип, сәпиригә аманлиқ тилиди. 34-35Лекин Павлус вә Барнаба Антакяда йәнә бир мәзгил туруп, башқа нурғун кишиләр билән биллә Рәббимиз Әйса тоғрисидики тәлимни йәткүзүп турди.

Павлус билән Барнабаниң айрилип кетиши

36Аридин бир аз вақит өткәндин кейин Павлус Барнабаға:

— Биз бурун Рәббимизниң Хуш Хәвирини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, мәсиһийләрниң әһвалини көрүп келәйли, — деди.

37Барнаба мақул көрүп, Юһанна (Маркус)ни биллә елип бармақчи болған еди. 38Бирақ Павлус буни дана пикир әмәс дәп қариди. Чүнки Маркус алдинқи қетим улар билән биллә ишләшни давамлаштурмай, Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән еди. 39Павлус билән Барнаба бу иш үстидин қаттиқ талаш-тартиш қилишип, ахир бир-биридин айрилип кетишти. Барнаба Маркусни елип, кемигә олтирип, Сипрус арилиға кәтти. 40Павлус болса Силасни таллап, мәсиһий­ләрниң өзи билән Силасни Худаға аманәт қилиши билән улардин айрилип йолға чиқти. 41Павлуслар Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап, һәр қайси җайларда мәсиһийләр җамаитидики кишиләрниң ишәнчини күчәйтти.


16

Тимотийниң Павлус билән биллә ишлиши

1Павлуслар Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму кирип өтти. Листрада Тимотий исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Униң аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий аял еди, атиси болса, грек еди. 2Листра вә Коня шәһәрлиридики мәсиһийләрниң һәммиси Тимотийни махтишатти. 3Шуңа Павлус уни өзи билән биллә елип маңмақчи болди. Бирақ бу йәрдики йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атиси грек екәнлигини билгәчкә, Павлус йәһудийларниң уни қобул қилмаслиғиниң алдини ейтиш үчүн, уни хәтнә қилдурди. 4Улар шәһәр-йезилардин өткәч, Йерусалимдики әлчиләр билән йетәкчиләр бәлгүлигән йәһудий әмәсләргә мунасивәтлик, риайә қилишқа тегишлик болған қарарларни мәсиһийләргә йәткүзди. 5Шундақ қилип, һәр қайси җамаәтләрниң ишәнчи күчәйтилип, мәсиһийләрниң саниму күндин-күнгә көпәйди.

Македонийәликниң чақириғи

6Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди. 7Улар Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ һәзрити Әйсаниң Роһи уларниң киришигә йәнә бир қетим йол қоймиди. 8Шуниң билән улар Мисийәдин өтүп, деңиз бойидики Троас шәһиригә барди. 9Шу күни кәчтә Павлусқа бир ғайибанә аламәт көрүнүп, македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп:

— Деңиздин өтүп, Македонийә өлкисигә келип, бизгә ярдәм бәр­сиңиз! — дәп тәләп қилди.

10Павлус бу аламәтни көргәндин кейин, биз* дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ. Чүнки Худаниң бизни у кишиләрниң қешиға берип, Хуш Хәвәр йәткүзүшкә чақирғанлиғини чүшәнгән едуқ.

Лидияниң һәзрити Әйсаға ишиниши

11Биз кемигә олтирип, Троастин йолға чиқип, Семадирәг арилиға қарап йол елип, әтиси Македонийәдики Неаполис шәһиригә бардуқ. 12У йәрдин ичкириләп, Македонийәниң шу райондики Филипи дегән муһим шәһәргә кирдуқ. Буму римлиқлар орунлишивалған вә улар башқуруватқан шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ. 13Дәм елиш күни шәһәр сиртидики дәрия бойиға бардуқ. Худди ойлиғинимиздәк, у йәрдә йәһудийлар дуа-тилавәт қилидиған бир җайни таптуқ. Биз олтирип, у йәргә топланған аяллар билән сөһбәт­ләштуқ. 14Аңлиғучилар ичидә Тиятира шәһиридин кәлгән Лидия исимлиқ бир аял бар еди. Сөсүн рәңлик рәхт сатидиған Лидия гәрчә йәһудий болмисиму, Худаға ибадәт қилатти. Худа униң қәлбини йорутуши билән, у Павлусниң тәлимини қобул қилди. 15У аилисидикиләр билән чөмүлдүрүлгәндин кейин, бизни өйигә тәклип қилип:

— Әгәр силәр мени Рәббимиз Әйсаға ишәнди, дәп қарисаңлар, мениң өйүмгә берип туруп кетиңлар! — дәп чиң турувалди.

Шуниң билән биз униңға мақул болуп, өйигә бардуқ.

Павлус билән Силасниң зинданға ташлиниши

16Бир күни биз йәһудийлар дуа қилидиған җайға йәнә бир қетим барғанда, алдимизға бир хизмәткар қиз чиқти. Бу қизға җин чаплишивалған болуп, бу роһ уни башқиларниң кәлгүсидики ишли­риға пал ачидиған қилип қойған еди. У ғоҗайинлириға пал ечиш арқилиқ нурғун пул тепип бәргән еди. 17У йол бойи Павлус вә бизгә әгишип:

— Бу кишиләр улуқ Худаниң хизмәткарлири, улар силәргә қутқу­зу­луш йолини йәткүзиду! — дәп вақирап маңди.

18У хелә көп күн уда шундақ вақириған еди. Буниңдин интайин безар болған Павлус қизға җин чаплишивалғанлиғини билип, униңға бурулуп, һелиқи җинға:

— Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, униң тенидин чиқ! — дейишигила, җин шу ан чиқип кәтти.

19Хизмәткар қиз пал ачалмайдиған болуп қалғандин кейин ғоҗайин­лири пул тепиш хияллириниң йоққа чиққанлиғини билишип, Павлус билән Силасни тартип чиқип, уларни шәһәр мәйданиға, башлиқларниң алдиға елип барди. 20Улар Павлус билән Силасни Рим әмәлдарлириниң алдиға чиқирип:

— Бу йәһудийлар шәһиримизни қалаймиқанлаштурувәтти. 21Улар қанунимизға хилап қаидә-түзүмләрни тарқитиватиду! Биз римлиқ болғандикин, уларниң тарқатқанлирини қобул қилсақ вә иҗра қилсақ болмайду! — дәп шикайәт қилди.

22Көпчиликму уларға қошулуп, һуҗумға өткән еди. Әмәлдарлар Павлус билән Силасниң кийимлирини жиртип, ялиңачлап, калтәк билән урушқа әмир чүшәрди. 23Улар қаттиқ таяқ йегәндин кейин, зинданға ташланди. Гундипайға қаттиқ күзитиш буйрулди. 24Бу буйруқ билән гундипай уларни зинданниң ичкиридики бөлмигә солап, путлириға кишән салди.

25Түн йеримиға йеқин, Павлус билән Силас Худаға дуа қилип, Худаға мәдһийә нахшилирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса, қулақ селип аңлавататти. 26Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәп, зинданниң һуллириму силкинип кәтти. Зинданниң пүтүн ишиклири ечилип, мәһбуслардики кишәнләрму чүшүп кәтти. 27Уйқидин ойғинип зинданниң ишиклириниң очуқ турғанлиғини көргән гундипай һәммә мәһбуслар қечип кәтсә, әмәлдарлар чоқум мени өлтүриду, дәп қиличини суғирип елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди.

28Лекин Павлус:

— Җениңға зиян қилма, биз һәммимиз бар! — дәп қаттиқ вақириди.

29Гундипай чирақ әкәлдүрүп, Павлус билән Силасниң алдиға жүгрәп кирип, титригән һалда уларниң айиғиға жиқилди. 30Кейин уларни ташқириға елип чиқип:

— Қутқузулуш үчүн қандақ қилишим керәк? — дәп сориди.

31— Рәббимиз Әйсаға ишинишиң керәк. Шундақ қилсаң, һәм өзәң, һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду! — деди улар.

32Шуниң билән иккиси униңға вә униң аилисидикиләргә Рәббимиз Әйса һәққидә чүшәнчә бәрди. 33Шу вақитниң өзидила гундипай уларни башлап чиқип, ярилирини жуюп тазилиди. У дәрһал аилисидикиләр билән чөмүлдүрүшни қобул қилди. 34У Павлус билән Силасни өз өйигә башлап келип, алдиға дәстихан салди. Улар Худаға ишәнгәнликтин аилә бойичә хошаллиққа чөмгән еди.

35Әтиси әтигәндә Рим әмәлдарлири зинданға ясавулларни әвәтип:

— У иккисини қоюветиңлар! — дәп буйриди.

36Гундипай Павлусқа:

— Әмәлдарлар Силас иккиңларни қоюветиш әмрини бәрди. Силәр әнди зиндандин чиқсаңлар болиду, теч-аман қайтиңлар, — деди.

37Бирақ Павлус ясавулларға:

— Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни соал-сорақ қил­майла халайиқниң алдида қанунсиз һалда калтәк билән урғузуп, зинданға ташлиди. Әнди улар бизни оғрилиқчә қоғлимақчиму? Бундақ қилса болмайду, бизни Рим әмәлдарлири өзлири келип елип кәтсун! — деди.

38-39Ясавуллар бу сөзләрни Рим әмәлдарлириға йәткүзди. Улар Павлус билән Силасниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти вә зинданға берип, улардин кәчүрүм сориди. Уларни зиндандин елип чиққандин кейин, шәһәрдин чиқип кетишини тәләп қилди.

40Зиндандин чиққан Павлус билән Силас Лидияниң өйигә берип, у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни илһамландуруп, шәһәрдин чиқип кәтти.



*10. Муәллип Луқа бу йәрдә «Биз» дегән сөзни ишлитиш арқилиқ өзиниң мошу вақит­тин башлап Павлуслар билән биллә Хуш Хәвәр йәткүзгәнлигини ипадилигән.



 

17

Салоника шәһиридики топилаң

1Павлус билән униң һәмралири сәпирини давамлаштуруп, Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Салоника шәһиригә кәлди. У йәрдә йәһудийларниң ибадәтханиси бар еди. 2-3Павлус адити бойичә ибадәтханиға кирип, уда үч дәм елиш күни у йәрдә җәм болған кишиләр билән Муқәддәс Язмиларни асас қилған һалда муназирилишип, уларға Қутқазғучи-Мәсиһниң Худаниң ирадиси билән өлтүрүлүп, андин өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини ениқ чүшәндүрүп бәрди.

— Мән силәргә җакалиған һәзрити Әйса дәл Қутқазғучи-Мәсиһниң Өзи! — деди у.

4Йәһудийларниң ичидә бәзиләр қайил болуп, Павлус билән Силасқа әгишип һәзрити Әйсаға ишәнди. Йәһудий динини яқлайдиған нурғун грек әрләр вә жуқури дәриҗидики грек аялларму һәзрити Әйсаға ишәнди. 5Бирақ йәһудийлар буниңға көрәлмәслик қилди. Улар кочида бекар жүридиған һарамтамақларни топлап, шәһәрдә топилаң көтәрди. Йәһудийлар Павлус билән Силасни тутуп, топилаңчиларға тапшуруп бериш мәхситидә Ясун исимлиқ бир мәсиһийниң өйигә бастуруп кирди. 6Лекин улар Павлус билән Силасни тапалмай, Ясун вә башқа бир нәччә мәсиһийләрни йәрлик әмәлдарларниң алдиға тартип апирип:

— Һәммә җайларда аләмни астин-үстүн қилмақчи болған һелиқи адәмләр шәһиримизгиму йетип кәлди. 7Ясун уларни өйигә қобул қилди. Улар Әйса исимлиқ башқа бир Падиша бар дәп, Рим импера­ториниң пәрманиға хилаплиқ қиливатиду! — дәп чуқан селип ялған шикайәт қилди.

8Бу сөзләр йәрлик әмәлдарлар билән халайиқни дәккә-дүкигә селип қойди. 9Йәрлик әмәлдарлар Ясун вә биллә тутуп келингән мәсиһий­ләрдин капаләт пули алғандин кейинла, андин уларни қоювәтти.

Берия шәһиридә

10Мәсиһийләр Павлус билән Силасни шу күни кәч кириш биләнла Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә берип, йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. 11У йәрниң адәмлири Салоникидикиләргә қариғанда кәң миқияста болуп, улар Павлус билән Силасниң һәзрити Әйса һәққидә бәргән тәлимини қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра-хаталиғини билиш үчүн, һәр күни Муқәддәс Язмиларни издинип үгәнди. 12Нәтиҗидә нурғун йәһудийлар, униңдин башқа хелә көп грек әрләр вә жуқури дәриҗидики грек аялларму һәзрити Әйсаға ишәнди. 13Лекин Салоникидики йәһудийлар Павлус­ниң Берияда һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәткүзгән­лигини аңлап, у йәргә берип Павлусқа зиянкәшлик қилиш мәхситидә топилаң көтирип, аммини қутратти. 14Шуңа мәсиһийләр Павлусни дәрһал деңиз бойидики җайларға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса, Берияда қалди. 15Павлусқа һәмра болуп маңғанлар уни Афина шәһиригичә елип берип, андин Берияға қайтип кәлди. Улар Павлус­ниң «Силас билән Тимотий мүмкин қәдәр мениң йенимға тезирәк кәлсун», дегән сөзини елип кәлди.

Афина шәһиридә

16Павлус Афина шәһиридә Силас билән Тимотийни күтүп турғанда, шәһәрниң һәммә йерини бут қаплап кәткәнлигини көрүп, интайин беарам болди. 17Шуңа у йәһудийларниң ибадәтханисида йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр билән сөһбәтлишәтти һәм һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән бу тоғрилиқ муназирилишәтти. 18«Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп тонулған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди. Бәзиләр:

— Бу җаһанкәзди почи немә дәп җөлүватиду? — дейишти.

Йәнә бәзиләр Павлусниң һәзрити Әйсаниң өлүп тирилдүрүл­гәнлиги һәққидики тәлимлирини аңлап:

— У чәт әлликләрниң худалирини тәшвиқ қиливатса керәк, — дейишти. 19Шуңа улар Павлусни «Ареопагус» дегән чоң кеңәш мәйда­ниға елип берип:

— Сән тарқитиватқан йеңи тәлиматлириңдин бизниму азду-тола хәвәрдар қилип қойсаң қандақ? 20Бәзи ишларни аңлап интайин һәйран болдуқ, зади немә демәкчи болғиниңни билмәкчимиз, — дейишти. 21(Афинилиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси көп вақтини йеңи ой-пикирләрни аңлашқа вә алмаштуруш­қа сәрип қилишатти.) 22Шуңа Павлус алдиға чиқип мундақ деди:

— Әй Афина хәлқи! Силәрниң күчлүк диний қизғинлиғиңларниң барлиғини билимән. 23Чүнки шәһәр ичидә һәммә йәрни арилап, силәрниң ибадәт қилидиған җайлириңларни көздин кәчүргинимдә қурванлиқ супилириниң бириниң үстидә «Мәлум болмиған худаға» дәп беғишлима йезилғанлиғини көрдүм. Мән һазир дәл силәргә мәлум болмиған, лекин силәр ибадәт қиливатқан мана шу Худани силәргә тонуштурай.

24Пүткүл дунияни вә униңдики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худа аләмниң Егисидур. У инсанларниң қоли билән селинған бутханиларда турмайду. 25Униң инсанларға һеч қандақ һаҗити чүшмәйду. Әксичә инсанларға һаятлиқ, нәпәс шундақла улар еһтияҗлиқ болған һәр қандақ нәрсини ата қилип, уларниң еһтияҗлирини қандуриду. 26У бир адәмдин пүткүл милләтләрни яратти, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларниң гүллиниши вә гумранлиққа йүзлиниши һәм туридиған җайлирини алдин-ала бәлгүләп бәрди. 27У: «Инсанлар Мени издәп тапсун», дәп шундақ қилди. Әмәлиятта У биздин жирақ әмәс. 28Биз У арқилиқ яшаймиз, һәрикәт қилимиз, моҗутмиз. Араңлардики бәзи шаирлар язғандәк: «Биз Худаниң пәрзәнтлири!» 29Биз Худаниң пәрзәнтлири болғачқа, Уни һүнәрвәнниң маһарити билән оюп ясалған алтун-күмүч яки таш бутларға охшатмаслиғимиз керәк! 30Бурунқи заманларда Худа: «Бутқа ишинидиғанлар һазирчә Мениң йоллиримни билмәйду», дәп уларниң һәрикәтлирини көрмәскә салди. Лекин бүгүнки күндә У пүтүн инсанларни гуналириға товва қилип, Өзиниң йолиға қайтишқа буйрумақта! 31Чүнки У Өзи таллиған Адәм арқилиқ пүтүн дунияни адиллиқ билән сорақ қилидиған қиямәт күнини бәлгүлиди. Худаниң Уни өлүмдин тирилдүргәнлиги бу ишниң муқәррәр екәнлигини испатлиди.

32Павлусниң өлгәнләрниң тирилиши һәққидә ейтқанлирини аңли­ған бәзи кишиләр уни мәсқирә қилишқа башлиди. Йәнә бәзиләр:

— Бу ишни йәнә бир аңлашни арзу қилимиз, — деди.

33Буниң билән Павлус кеңәшмә мәйданидин қайтип кәтти. 34Бәзи­ләр униңға қошулуп һәзрити Әйсаға ишәнди. Буниң ичидә кеңәшмә башлиқлиридин Дийонисиюс, Дамарис исимлиқ бир аял вә башқа бир қанчә кишиму бар еди.


18

Коринт шәһиридә

1Бу ишлардин кейин Павлус Афина шәһиридин Коринт шәһиригә барди. 2Павлус у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир йәһудий билән униң аяли Прискилани учратти. Улар римлиқ Клавдиюс падишаниң пүтүн йәһудийларниң Рим шәһиридин чиқип кетиши тоғрисидики буйруғи сәвәвидин йеқинда Италиядин кәлгән еди. Павлус улар билән көрүшүп, 3уларниң йенида қелип ишлиди. Чүнки бурундин чедир ясаш билән турмуш кәчүридиған Павлус улар билән кәсипдаш чиқип қалди. 4Йәһудийларниң һәр бир дәм елиш күнидә Павлус ибадәтханиға берип, йәһудийлар вә греклар билән сөзлишип, уларни өз тәлими­ниң раст екәнлигигә қайил қилишқа тиришатти.

5Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус барлиқ вақтини Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзүшкә сәрип қилип, йәһудийларға һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә гувалиқ бәрди. 6Лекин улар униңға қарши чиқти вә уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға:

— Әгәр силәр қутқузулмисаңлар, мән җавапкәр әмәс, өзәңлар җавапкәр. Бүгүндин башлап мән Хуш Хәвәрни силәргә әмәс, йәһудий әмәсләргә йәткүзимән, — деди.

7Буниң билән Павлус улардин айрилип, Титиюс Юстус исимлиқ бир кишиниң өйигә берип турди. У йәһудий болмисиму, йәһудий динини яқлайдиған адәм болуп, униң өйи ибадәтханиниң йенида еди. 8Ибадәтханиниң җавапкәр адими Криспус пүткүл аилисидикиләр билән Рәббимиз Әйсаға ишәнди. Йәнә нурғун йәһудий әмәс коринтлиқларму Павлусниң сөзлирини аңлап, һәзрити Әйсаға ишинишкә башлиди вә чөмүлдүрүшни қобул қилди.

9Бир кечә Павлусқа бир ғайибанә аламәт көрүнди. Бу аламәттә Рәбби­миз Әйса униңға:

— Қорқма, сүкүт қилмай сөзлә. 10Мән сән билән биллә, саңа һеч ким зиянкәшлик қилалмайду, чүнки бу шәһәрдә нурғун кишилирим бар! — деди.

11Шуниң билән Павлус у йәрдә бир йерим жил туруп, у йәрдики кишиләргә Худаниң сөзлирини йәткүзди.

12Ғаллийо Юнан өлкисиниң һакими болған вақтида, йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп сотқа апирип, униң үстидин:

13— Бу адәм кишиләрни қанунға хилап һалда Худаға ибадәт қилишқа қутратти! — дәп шикайәт қилди.

14Павлус сөз башлай дәп турушиға, һаким Ғаллийо уларға:

— Әй йәһудийлар! Әгәр силәрниң шикайитиңлар бир наһәқлиқ яки бирәр еғир җинайәт тоғрисида болсиди, әлвәттә сәвирчанлиқ билән силәргә қулақ селишимға тоғра келәтти. 15Бирақ талаш-тартишиңлар диний қанунуңлардики бәзи исимлар вә сөзләр тоғрисида екән, уни өзәңлар һәл қилиңлар. Мән бундақ кичик ишларни сорақ қилмай­мән! — деди.

16Буниң билән улар соттин һайдап чиқирилди. 17Халайиқ йәһудий ибадәтханисиниң җавапкәр адими Состенисни тартип чиқип, сорақ­ханиниң алдида қаттиқ урди. Бирақ һаким Ғаллийо бу ишқа қилчә писәң қилмиди.

Павлусниң Антакя шәһиригә қайтип келиши

18Павлус Коринт шәһиридә мәсиһийләр билән йәнә бир мәзгил турди. Кейин улар билән хошлишип, Прискила вә Аквилалар билән кемигә олтирип, Сурийә өлкисигә кәтти. Йолға чиқиштин илгири у деңиз бойидики Кенһерийә шәһиридә чачлирини чүширивәтти. Чүнки у Худаға бир қәсәм қилған еди. 19Улар Әфәс шәһиригә барғандин кейин, Павлус Прискила вә Аквила биләнму хошлашти. У кетиштин бурун ибадәтханиға берип, йәһудийлар билән һәзрити Әйса һәққидә сөһбәтләшти. 20Улар уни бир нәччә күн узағирақ турушқа тәклип қилди, лекин Павлус қошулмиди. 21Павлус у йәрдин кетиш вақтида уларға:

— Худа буйриса, силәрниң йениңларға йәнә келимән, — деди, андин Әфәстин кемә билән йолға чиқти.

22Павлус Қәйсәрийә шәһиридә кемидин чүшүп, Йерусалимға барди. У йәрдики мәсиһийләр билән көрүшкәндин кейин, Антакя шәһиригә кәтти. 23У Антакяда мәсиһийләр билән хелә көп вақит туруп, йәнә йолға чиқти вә Галатия, Фригийә районлирини арилап, барғанла йеридә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтти.

Аполлосниң Әфәс вә Коринт шәһәрлиридә тәлим бериши

24Бу арида Искәндәрийә шәһиридә туғулған Аполлос исимлиқ бир йәһудий Әфәс шәһиригә кәлди. Униң сөз қабилийити үстүн болуп, Муқәддәс Язмилардин хелә савати бар еди. 25Рәббимизниң йоли тоғрилиқ мәлум дәриҗидә тәлим алған Аполлос Рәббимиз Әйса һәққидә қизғин сөзләп тәлим берәтти. Униң тәлими тоғра болсиму толуқ әмәс еди. Чүнки у чөмүлдүрүлүш тоғрилиқ Йәһия пәйғәмбәрниң суға чөмүлдүрүшидинла биләтти. 26Аполлос ибадәт­ханида жүрәклик сөзләшкә башлиди. Аңлаватқанлардин Прискила билән Аквила уни өйигә тәклип қилип, униңға Худаниң йолини техиму толуқ чүшәндүрди. 27Кейин Аполлос Юнан өлкисигә бармақ­чи болғанда, әфәслик мәсиһийләр униңға ярдәмчи болуп, Юнандики мәсиһийләргә хәт йезип, улардин Аполлосни күтүве­лишини сориди. Аполлос Юнанға берип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ һәзрити Әйсаға ишәнгәнләргә чоң ярдәмдә болди. 28У җамаәт алдида йәһудийлар билән муназирилишип, уларни күчлүк рәт қилди һәм Муқәддәс Язмиларни асас қилип, һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини ениқлап бәрди.


19

Павлус Әфәс шәһиридә

1Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәс шәһиригә кәлди. У йәрдә мәрһум Йәһия пәйғәмбәрниң бәзи шагиртлири билән учришип, 2улардин:

— Силәр Худаниң йолиға меңишқа башлиғанда, Униң Муқәддәс Роһи силәргә ата қилинғанму? — дәп сориди.

— Яқ, биз Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз, — дәп җавап бәрди улар.

3Павлус йәнә:

— Ундақта, силәр чөмүлдүрүлгәндә, униң мәнасини немә дәп чүшәндиңлар? — дәп сориди.

— Бизниң чүшәнчимиз Йәһия пәйғәмбәр бәргән тәлимгә асас қилинған, — дәп җавап бәрди улар.

4— Шу чағда Йәһия пәйғәмбәр кишиләргә чөмүлдүрүшни қобул қилғанларниң гунайиға товва қилип, Худаға йүзлиниш нийитини ипадилиши керәклигини һәм өзидин кейин Кәлгүчигә, йәни һәзрити Әйсаға ишиниши керәклигини тапилиған, — деди Павлус.

5Улар бу гәпни аңлиғандин кейин, Рәббимиз Әйсаға ишинип, Униң нами билән чөмүлдүрүшни қобул қилди. 6Павлус қолини уларға тәккүзүп туруп дуа қиливатқанда, уларниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти. Буниң билән улар өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишти һәм Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзләрни йәткүзүшкә башлиди. 7Улар тәхминән он икки киши еди.

8Үч ай давамида Павлус Әфәс шәһиридики йәһудийлар ибадәт­ханисиға кирип, улар билән жүрәклик сөзлишип, уларни Худаниң Падишалиғи тоғрисидики тәлимгә қайил қилишқа тиришти. 9Лекин бәзилири җаһиллиқ қилип ишәнмәй, җамаәт алдида Рәббимиз Әйса­ниң йолиға һақарәт кәлтүрди. Шуңа Павлус мәсиһийләрни елип улардин айрилди вә һәр күни Тираннус исимлиқ адәмниң мәктивидә сөһбәтлишишни давамлаштурди. 10Бу хизмәт икки жил давамлашти. Нәтиҗидә Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, йәһудийлар яки йәһудий әмәсләр болсун, һәммиси Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрдин хәвәр­дар болди.

Скеваниң оғуллири

11Худа Павлус арқилиқ әҗайип мөҗүзиләрни яратти. 12Бәзиләр һәтта қол яғлиқ вә лөңгилирини Павлусниң тенигә тәккүзүп, андин кесәлләрниң йениға апирип, уларниң учисиға йепип қоятти. Нәтиҗидә кесәлләр сақийип, җинлар уларниң тенидин чиқип кетәтти. 13Шу әтрапта айәт оқуп җин қоғлашни кәсип қиливалған бәзи йәһудийларму бар еди. Улар Рәббимиз Әйсаға ишәнмигән болсиму, Униң намини ишлитип, җинларни һайдавәтмәкчи болушатти. Улар җинларға: «Павлус ейтқан Әйсаниң намидин буйруймәнки, бу тәндин чиқип кетиңлар!» дәйдиған болди. 14Бу ишни қилғанларниң арисида Скева исимлиқ бир йәһудий алий роһанийниң йәттә оғлиму бар еди. 15Бир күни улар җин чаплишивалған бир кишиниң тенидики җинни қоғлимақчи болғанда, җин чиқишқа унимай, улардин:

— Мән Әйсани тонуймән, Павлусниң ким екәнлигиниму били­мән, бирақ өзәңларчу? Өзәңлар ким болисиләр? — дәп сориди.

16Шуниң билән җин чаплишивалған киши шиддәтлик һуҗумға өтүп, җин қоғлиғучиларни йәр билән йәксән қиливәтти. Улар җараһәтлинип, кийимлири житилип, ялиңач һалда өйдин қечип чиқип кәтти.

17Әфәс шәһиридә яшайдиған пүтүн йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму бу ишни аңлап, наһайити қорқушти. Шуниңдин кейин Рәббимиз Әйсаниң нами бу йәрдиму көп һөрмәткә сазавәр болди. 18Нәтиҗидә нурғун мәсиһийләр бурун қилған яманлиқлирини очуқ иқрар қилишқа башлиди. 19Сехиргәрлик қилған бир мунчә адәмләр өзли­риниң сехиргәрлик тоғрисидики китаплирини әкелип бир йәргә догилап, көпчиликниң алдида көйдүрүшти. Бу китапларниң қим­мити җәми әллик миң күмүч тәңгигә йетәтти. 20Шундақ қилип, Рәббимиз­ниң тәлими умумйүзлүк тарқилип, зор тәсир пәйда қилди.

Әфәс шәһиридики топилаң

21Бу ишлардин кейин Павлус Македонийә вә Юнан өлкиси арқилиқ Йерусалимға қайтиш қарариға кәлди. У:

— У йәргә барғандин кейин Рим шәһиригә беришим керәк, — деди.

22Буниң билән у ярдәмчилиридин Тимотий билән Ераст иккисини өзиниң беришиға тәйярлиқ қилиш үчүн, Македонийә өлкисигә әвәти­ве­тип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә қалди.

23Дәл шу чағда Әфәс шәһиридә Рәббимиз Әйса йолиға қарши еғир қалаймиқанчилиқ йүз бәрди. 24Аял илаһ Артемисниң шәривигә ясалған бутханиниң күмүч һәйкәллирини ясиған Димитрий исимлиқ бир зәргәр бар еди. Униң һүнәрвәнлири бу һүнәр билән көп пайда алған еди. 25Димитрий һүнәрвәнлири вә өз хизмитигә мунасивәтлик устиларни жиғип, уларға:

— Қериндашлар, бизниң риваҗ тепишимиз һүниримизгә бағлиқ екәнлигини билисиләр. 26Һазир һелиқи Павлус дегән әбләхниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У «Қол билән ясавалған бутлириңлар Худа әмәс», дейиш билән Әфәс вә пүтүн Асия өлкисидики нурғунлиған кишиләрни қаймуқтуруп, туюқ йолға башлаватиду. 27Бундақ болғанда, бизниң бу кәспимизниң намиға дағ чүшүш ховупи болупла қалмай, бәлки улуқ аял худайимиз Артемисниң бутханисиму қәдирләнмәй, һәтта Асия өлкиси вә пүткүл йәр йүзидикиләр ибадәт қилип кәлгән аял худайимизниң шан-шәривиниң йоқилиш ховупиму болиду! — деди.

28Бу сөзләрни аңлиған көпчиликниң ғәзиви өрләп, қайта-қайта:

— Биз әфәсликләрниң аял худаси Артемис улуқтур! — дәп чуқан селишқа башлиди.

29Буниң билән пүтүн шәһәр астин-үстүн болуп кәтти. Топилаң­чилар Павлусниң сәпәрдашлиридин македонийәлик Гаюс вә Аристар­хусларни тутувелип, алдиға селип, үсти очуқ театрханиға елип барди. 30Павлус топилаңчилар арисиға кирип сөзлимәкчи болуведи, лекин мәсиһийләр уни кириштин тосиди. 31Һәтта Павлусниң достлири болған бәзи жуқури дәриҗилик әмәлдарларму Павлусқа адәм әвәтип, уни театрханиға бериш ховупиға тавакәл қилмаслиққа өтүнди.

32Бу чағда пүтүн театрниң ичи вараң-чуруңға толған болуп, бири бир немә дәп вақириса, йәнә бири йәнә бир немә дәп вақиратти. Көп сандики кишиләр өзлириниң немигә жиғилғанлиғиниму билмәтти. 33Йәһудийлар өзлириниң Павлусниң тәрәпдарлири әмәслигини көрси­тиш үчүн, Искәндәр исимлиқ адәмни өзлирини ақлаш мәхси­тидә алдиға чиқарди. Искәндәр көпчиликкә қол ишаритини қилип, йәһудийларни ақлашқа башлиди. 34Бирақ көпчилик униң йәһудий екәнлигини билгәндә, бу ишта униңму җавапкәрчилиги бар охшайду, дәп қалди. Шуңа көпчилик тәңла:

— Худайимиз Артемис улуқтур! — дәп икки саатчә чуқан селишти. 35Ахирида шәһәрниң йәрлик әмәлдари халайиқни тиничландуруп мундақ деди:

— Әй Әфәс хәлқи! Биз әфәсликләрниң улуқ Артемис бутханисиниң вә униң асмандин чүшкән муқәддәс тешиниң қоғдиғучиси екәнли­гини билмәйдиған киши барму?! 36Бу ишларни һеч ким йоққа чиқири­ветәлмәйду. Шуңа силәр өзәңларни бесивелишиңлар, ойлимай бирәр көңүлсиз иш чиқирип қоймаслиғиңлар керәк. 37Силәр бу кишиләрни бу йәргә сорақ қилишқа елип кәлдиңлар. Лекин улар йә бутханиниң бирәр нәрсисини оғрилап кәткини, йә бизниң аял худайимизға күпүрлүк қилғини йоқ. 38Әгәр Димитрий вә униң кәсипдашлириниң һәр қандақ бир кишиниң үстидин шикайити болса, сорақханилар очуқ. Сорақчиларму бар. Шикайитини шу йәргә берип қилсун. 39Башқа мәсилилириңлар болсиму, қануний жиғинларға берип бир тәрәп қилишиңлар лазим. 40Римлиқлар бүгүнки вақиәни топи­лаң дәп, бизгә җаза бериши еһтималға наһайити йеқин. Бу қалаймиқан­чилиқниң һеч сәвәви болмиған екән, һесавиниму берәлмәймиздә!

Бу сөзләрни қилғандин кейин, у хәлиқни тарқитивәтти.


20

Павлусниң Македонийә вә Юнанға қайта келиши

1Топилаң бесилғандин кейин, Павлус мәсиһийләрни чақирип, уларни илһамландурди вә улар билән хошлишип, Македонийә өлкисигә кәтти. 2У шу әтраптики җайларни арилап, мәсиһийләрни илһамландуридиған нурғун сөзләрни қилғандин кейин, Юнанға берип, 3у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийә өлкисигә қайтмақчи болуп турғанда, йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйиқәстидә екәнлигидин хәвәр тепип, Македонийә өлкисидин өтүп, қуруқлуқ билән қайтип кетиш қарариға кәлди. 4Униң билән биллә болғанлар, бериялиқ Пирус оғли Сопатер, салоникилиқлардин Аристархус билән Секундус, дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимлар еди. 5Улар башта Троас шәһиригә кемә билән берип, бизниң йетип беришимизни күтүп турди. 6«Петир нан» һейтидин кейин, биз Филипи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә бир һәптә турдуқ.

Павлусниң Троасни ахирқи қетим көрүши

7Йәкшәнбә күни биз нанни бөлүшүп, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн бир йәргә җәм болдуқ. Павлус әтиси кәтмәкчи болғачқа, көпчи­ликкә түн йеримғичә тәлим бәрди. 8Биз җәм болған жуқурқи қәвәт­тики һоҗрида нурғун май чирақлар йенип туратти. 9Әфтикус исимлиқ бир жигит деризидә олтарған еди. Павлусниң сөзи давамлаш­қансири май чирақниң иси һоҗрини қаплап, һелиқи жигитни үгдәк басти. Кейин у қаттиқ уйқиға кетип, үчинчи қәвәттин йәргә жиқилип чүшти. Көпчилик уни йәрдин көтирип қариса, у өлүп боптекән. 10Павлус пәскә чүшүп, өзини униң үстигә етип, қучақлап туруп:

— Һодуқмаңлар, у тирик, — деди. 11Кейин үстүнки қәвәткә чиқип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йәп, ибадәт қилдуқ. Павлус таң атқичә сөзини давамлаштурғандин кейин, биз бу йәрдин йолға чиқтуқ. 12Троастики мәсиһийләр болса, һелиқи жигитни өйигә һаят апирип қойди. Көпчилик бу вақиәдин чоңқур тәсәлла тапти.

Павлусниң хошлишиш нутқи

13Павлус Троас шәһиридин Асос шәһиригә пиядә бармақчи болди. Шуңа у бизниң кемә билән алдин-ала жүрүп, у шәһәргә униңдин бурун йетип берип, у йәрдә бизниң униң билән учришишимизни орунлаштурған еди. 14Кейин Асоста учраштуқ вә кемигә чүшүп, Мидилли шәһиригә кәлдуқ. 15Андин йәнә йолға чиқип, әтиси Хийос арилиниң йениға кәлдуқ. Үчинчи күни Әфәстин өтүп Самос арилиға кәлдуқ вә униң әтиси кемә билән Милет шәһиригә бардуқ. 16Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, Павлус Әфәстә тохтимаслиқни қарар қилған еди. У йәһудийларниң ома һейтини мүмкин қәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдиратти. 17Павлус Милет шәһиридин Әфәскә адәм әвәтип, мәсиһийләр җамаити йетәкчилирини чақирди. 18Улар кәлгәндин кейин, Павлус уларға мундақ деди:

— Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум. 19Йәһудийларниң сүйиқәстлири түпәйлидин тартқан азаплар ичидә, көзүмдин яш үзүлмигән һалда кәмтарлиқ билән Рәббимиз Әйсаниң хизмитидә болдум. 20Мәйли аммивий сорунларда болсун яки өйлириңларда болсун, силәргә тәлим бәргән вақитлиримда, силәргә пайдилиқ болғанла нәрсиләрни ейтмай қоймидим. 21Йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни товва қилип, Худаға йүзлинишкә вә Рәббимиз Әйсаға ишинишкә чақирдим.

22Һазир Муқәддәс Роһниң әмригә асасән Йерусалимға кетивати­мән. У йәрдә қандақ ишларға дуч келидиғанлиғимни уқмаймән. 23Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән баридиғанла шәһәрләрдә мени зиндан вә азапларниң күтүп туридиғанлиғини алдин-ала ейтип кәлмәктә. 24Лекин мән өз вәзипәмни түгитишим, Рәббимиз Әйсаниң тапшурған хизмитини муваппәқийәтлик орунлишим, йәни Худаниң меһир-шәпқити тоғрисидики Хуш Хәвәрниң гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимай, Йерусалимға кетиватимән.

25Мән силәр билән арилишип, һәр бириңларға Худаниң Падиша­лиғи һәққидә чүшәндүрдүм. Әнди маңа мәлумки, буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәйсиләр. 26Шуниң үчүн бүгүн силәргә шуни җиддий ейтип қояйки, араңларда һәр қандақ бир киши қутқузулмиса, мән җавапкәр әмәсмән. 27Чүнки мән Худаниң ирадисини қилчә йошурмастин силәргә толуқ йәткүздүм. 28Өзәңларға пәхәс болуңлар, Муқәддәс Роһ силәрниң йетәкчилик қилишиңларға тапшурған барлиқ қериндишиңларғиму пәхәс болуңлар. Падичи қойлирини баққандәк, силәрму Худаниң җамаитини беқиңлар, чүнки Худа уларни Өз Оғли­ниң қениға сетивалған. 29Маңа аянки, мән кәткәндин кейин, чил бөриләр падини қалаймиқанлаштурғанға охшаш, 30силәрниң араңлар­динму бәзиләр мәсиһийләрни өзлиригә әгәштү­рүш үчүн хата тәлим тарқитиду. 31Шуңа һошияр болуңлар, мениң үч жил кечә-күндүз демәй, силәргә яш аққузуп несиһәт бәргәнлигимни есиңларда тутуңлар.

32Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду. 33Силәргә мәлумки, мән һеч қачан һәр қандақ кишиниң кийимлиригә яки алтун-күмүчлиригә көз қиримниму салмидим. 34Мән икки били­гимгә тайинип, өзәмниң вә һәмралиримниң һаҗитидин чиқтим. 35Һәр қандақ ишта силәргә мошундақ әҗир арқилиқ һаҗәтмәнләргә ярдәм бериш лазимлиғини көрсәттим. Шундақ қилсаңлар, Рәббимиз Әйса Өзи ейтқан: «Бәрмәк алмақтинму зор бәхит», дегинини есиңлар­дин чиқармайсиләр!

36Павлус бу сөзләрни қилип болғандин кейин, һәммиси билән бир­лик­тә тизлинип олтирип дуа қилди. 37Көпчилик көз яш қилишип, униң билән қучақлишип, сөйүшүп хошлашти. 38Уларни әң мәйүслән­дүргини Павлусниң, «Буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәй­силәр», дегән сөзи болди. Кейин улар уни кемигә чиқирип узитип қойди.


21

Павлусниң Йерусалимға бериши

1Биз улар билән хошлишип, кемә билән удул Қос арилиға қарап йол алдуқ. Әтиси Родос арилиға, у йәрдин Патарая шәһиригә бардуқ. 2Патараяда Фәникийә райониға баридиған бир кемини тепип, униңға олтирип йолға чиқтуқ. 3Сипрус арили көрүнгәндин кейин, униң җәнубидин айлинип өтүп, Сурийә өлкисигә қарап меңип, Тир шәһиридә қуруқлуққа чиқтуқ, чүнки кемә бу йәрдә жүкини чүши­рәтти. 4Бу йәрдә мәсиһийләрдин бәзилирини тепип, уларниң йенида йәттә күн турдуқ. Муқәддәс Роһ уларға Павлусниң Йерусалимда тарти­ди­ған азаплиридин хәвәр бәргән еди, шуңа улар униңға Йерусалимға барма, дәп несиһәт қилди. 5Бирақ биз у йәрдә бир һәптә турғандин кейин, сәпиримизни давамлаштурдуқ. Мәсиһийләр вә уларниң хотун-балилириниң һәммиси бизни шәһәрниң сиртиға узитип чиқти. Һәм­ми­миз деңиз бойида тизлинип олтирип биллә дуа қилдуқ. 6Хошлаш­қандин кейин биз кемигә чиқтуқ, улар өйлиригә қайтишти.

7Тир шәһиридин деңиз сәпиримизни давамлаштуруп, Питолимай шәһиригә кәлдуқ. У йәрдики мәсиһийләр билән көрүшүп, уларниң йенида бир күн турдуқ. 8Әтиси у йәрдин чиқип, кемә билән Қәйсә­рийә шәһиригә келип, Хуш Хәвәр йәткүзгүчи Филипниң өйигә берип қондуқ. У бурун Йерусалимдики мәсиһийләр тәрипидин хизмәткә талланған йәттә кишиниң бири еди. 9Бу кишиниң Худаниң пәйғәмбәрлик сөзлирини ейталайдиған, техи талалиқ болмиған төрт қизи бар еди. 10Биз у йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Йәһудийә өлкисидин Агабус исимлиқ бир пәйғәмбәр кәлди. 11Бу киши бизниң алдимизға келип, Павлусниң бәлбеғини қолиға елип, өзиниң пут-қолини бағлап:

— Муқәддәс Роһ дедики, бу бәлбағниң егиси Йерусалимда йәһу­дий­лар тәрипидин мошундақ бағлинип, римлиқларниң сорақ қилинишиға тапшурулиду, — деди.

12Биз бу сөзни аңлиғандин кейин, шу йәрлик кишиләр билән бир­ликтә Павлусниң Йерусалимға бармаслиғини өтүндуқ. 13Лекин Павлус:

— Силәр немишкә мунчивала қайғуруп жүригимни езисиләр? Мән Йерусалимда Рәббимиз Әйса үчүн тутқун болушқила әмәс, у йәрдә өлүшкиму тәйярмән, — дәп җавап бәрди.

14Биз уни қайил қилалмай болди қилдуқ вә:

— Худаниң халиғинидәк болсун, — дедуқ.

15У йәрдә бир нәччә күн туруп, жүк-тақимизни жиғиштуруп, Йеру­са­­лимға бардуқ. 16Қәйсәрийәлик мәсиһийләрдин бир нәччиси биз билән һәмсәпәр болуп, Йерусалимда бизни Минасон исимлиқ бир сипруслуқниң өйигә башлап барди. Бу киши бурунқи мәсиһийләрдин еди.

Павлусниң Яқуп билән көрүшүши

17Йерусалимда мәсиһийләр бизни қизғин қарши алди. 18Әтиси биз Павлус билән биллә Яқупни көргили бардуқ. Яқуп билән мәсиһийләр җамаитидики башқа йетәкчиләрниң һәммиси у йәргә жиғилған еди. 19Павлус улар билән аманлашқандин кейин, Худаниң йәһудий әмәсләр ичидә өзи арқилиқ қилған пүтүн ишлирини уларға тәпсилий мәлум қилди. 20Буларни аңлиған көпчилик Худаға мәдһийә ейтип, Павлусқа:

— Әй қериндаш, Йерусалимда әһвал мундақ: йәһудийлар ичидә нәччә миңлиған киши һәзрити Әйсаға ишиниду. Уларниң һәммиси Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиду. 21Уларниң аңлишичә, сиз йәһудий әмәсләрниң арисида яшиған пүтүн йәһудийларға балилирини хәтнә қилдурмаслиқни, йәһудийларниң башқа әнъәнилиригә риайә қилишниң һаҗити йоқлиғини үгитип, Тәвратни чөрүветипсиз. 22Шуңа бу йәрдики йәһудийлар сизниң бу йәргә кәлгәнлигиңизни аңлап сизгә чоқум зиянкәшлик қилмай қалмайду! Әнди қандақ қилиш керәк? 23Бизниңчә мундақ қилсиңиз: аримизда Худани рази қилиш үчүн қәсәм бәргән төрт адәм* бар. 24Сиз уларни елип, улар билән бирликтә Тәвраттики тазилиниш диний қаидисидин өтүң, уларниң қурванлиқ чиқимлирини өзиңиз көтириң. Қурванлиқ қилин­ғандин кейин, улар қәсәмлириниң ада болғанлиғини көрситиш үчүн, чачлирини чүшириду. Буниң билән халайиқ сиз тоғрилиқ аңлиған­лириниң әмәлиятқа уйғун әмәслигини чүшиниду һәм өзиңизниңму Тәвратқа риайә қилидиғанлиғиңизни көриду. 25Йәһудий әмәс мәсиһий­ләргә кәлсәк, улар йәһудийларниң әнъәнилиригә риайә қилмисиму болиду. Пәқәтла өткәнки хетимиздә тапилиғинимиздәк, бутқа атап қурванлиқ қилинған йемәкликләрни йемисун, қанни вә боғуп өлтүрүл­гән һайванниң гөшиниму йемисун, җинсий әхлақсизлиқ қилмисун, — дейишти.

26Буниң билән Павлус у төрт кишини елип, әтиси улар билән биллә тазилиниш диний қаидисини өткүзүшкә барди. У мәркизий ибадәт­ха­ниға кирип, роһанийларға өзлириниң паклиниш муддити­ниң тошуп, һәр қайсиси үчүн қурванлиқ қилинидиған күнни мәлум қилип қойди.

Павлусниң мәркизий ибадәтханида тутқун қилиниши

27Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәл­гән бәзи йәһудийлар Павлусни мәркизий ибадәтханида көрүп, уни тутувелип, җамаәтни униңға қарши тәшвиқ қилип:

28— Әй исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Бу адәм һәммә йәрдә хәлқи­мизгә, Тәврат қанунимизға вә мәркизий ибадәтханимизға қарши сөзләрни тарқитиватиду. Әндиликтә у йәһудий әмәсләрни мәркизий ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғимақта! — дәп чуқан көтәрди. 29(Уларниң бундақ дейишиниң сәвәви, буниңдин бурун улар йәһудий әмәс әфәслик Трофимни Павлус билән биллә шәһәрдә көрүп, Павлус уни мәркизий ибадәтханиға башлап кирди, дәп хата ойлиған еди.) 30Шуниң билән пүтүн шәһәр тәврәп кәтти. Тәрәп-тәрәптин жүгрәп кәлгән халайиқ Павлусни тутуп, мәркизий ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтхана қаравуллири ибадәт­ханида қалаймиқанчилиқ чиқмисун дәп, ибадәт­ханиниң дәрвазилирини дәрһал йепивәтти. 31Топилаңчилар Павлусни уруп өлтүрүвәтмәкчи болуп турғанда, пүтүн Йерусалимниң қалаймиқан­чилиқ ичидә қалған­лиғи тоғрисидики хәвәр у йәрдә турушлуқ Рим ләшкәрлириниң коман­даниға йетип барди. 32Коман­дан дәрһал ләшкәр вә бир қанчә йүз бешини елип, топилаң болу­ватқан йәргә жүгрәп кәлди. Уларни көргән халайиқ Павлусни урушни тохтатти. 33Командан алдиға өтүп, ләшкәрләргә Павлусни тутуп, икки зәнҗир билән бағлашқа буйриди. Кейин у:

— Бу адәм ким? У немә гуна қилди? — дәп сориди.

34Топилаңчиларниң ичидә бәзиләр уни десә, бәзиләр буни дейи­шип, қалаймиқанчилиқ болуп кәтти. Шуңа һәқиқий әһвални ениқлаш­қа амалсиз қалған командан ахир Павлусни яндики қорғанға елип кетишни буйриди. 35Павлус қорғанниң пәләмпийигә кәлгәндә, топилаң­чи­лар техиму зораванлишип кәтти. Шуниң билән ләшкәрләр уни қорғанға көтирип әкетишкә мәҗбур болди. 36Уларниң кәйнидин әгишип маңған халайиқ:

— Уни өлтүрүңлар! — дәп вақиришатти.

Павлусниң өзини ақлиши

37Ләшкәрләр Павлусни һәрбий қорғанға әкирип кетишкә аз қалған­да, Павлус грек тилида командандин:

— Бир еғиз сөзүм бар еди, ейтсам боламдикин? — дәп сориди.

— Грекчә билидикәнсән! 38Ундақта, илгири қалаймиқанчилиқ чиқи­рип, хәнҗәрлик төрт миң топилаңчини башлап чөлгә қечип кәткән һелиқи мисирлиқ сән охшимамсән? — дәп сориди командан.

39— Яқ, мән йәһудий! Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғул­ған. Шу муһим шәһәрниң пухрасимән. Халайиққа бир нәччә еғиз сөз қилишимға иҗазәт қилсиңиз, — деди Павлус.

40Командан иҗазәт қилди. Павлус пәләмпәйдә туруп, халайиққа қол ишаритини қилди. Көпчилик тиничланғанда, у арамий тилида сөзләшкә башлиди.



*23. Бу кишиләр өзлирини Худаға вақитлиқ атиғанлар болуп, улар һарақ ичиштин сақлинатти, чачлирини узун қоюветәтти. Вақит тошқандин кейин, Худаға қурванлиқ қилип, чачлирини кәстүрүветәтти.



 

22

1— Һөрмәтлик йәһудий атилар вә ака-укилар! Әнди өзәмни ақлайдиған сөзлиримгә қулақ селиңлар, — деди Павлус.

2Улар Павлусниң арамий тилида сөзлигинини аңлап, техиму җим болушти. Павлус сөзини давамлаштуруп:

3— Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғама­лийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қану­ниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим. 4Һәзрити Әйса йолида маңған­ларға зиянкәшлик қилип, уларниң өлүшигә сәвәпчи болдум. Һәзрити Әйсаға әгәшкәнләрни әр-аял демәй тутуп, зинданға ташлаттим. 5Бу тоғрилиқ баш роһаний вә пүткүл алий кеңәшмә мениң сөзлиримниң растлиғини испатлап берәләйду. Мән улардин Дәмәшқтики йәһудий башлиқларға йезилған хәтләрни елип, у йәрдики һәзрити Әйсаға ишинидиғанларни җазалаш үчүн, Йерусалимға кишәнләп елип келиш нийитидә йолға чиққан едим. 6Чүшкә йеқин Дәмәшққә йетип келишкә аз қалғинимда, туюқсиз асмандин бир күчлүк нур чүшүп, әтрапимни йорутувәтти. 7Йәргә жиқилдим. Андин «Саул, Саул, Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән?» дегән авазни аңлидим. 8«Әй Рәббим, Сән Кимсән?» дәп сорисам, У: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан насирәлик Әйса!» деди. 9Мән билән биллә кетиватқанлар у нурни көргән болсиму, лекин маңа қилинған сөзләрни чүшәнмәпту. 10Мән йәнә: «Әй Рәббим, мән немә қилай?» дәп сорисам, У маңа: «Орнуңдин тур, Дәмәшққә кир, Худа саңа тапшурған ишларниң һәммисини у йәрдә уқисән!» деди. 11Һелиқи күчлүк нурдин көзлирим көрмәс болуп қалди. Шуңа йенимдикиләр қолумдин йетәкләп, Дәмәшққә елип кирди.

12У йәрдә Һанания исимлиқ бир киши бар еди. У Худаға садақәтмән, Тәврат қанунимизға қаттиқ әмәл қилидиған киши болуп, Дәмәшқ­тики пүтүн йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр еди. 13У келип, йенимда туруп: «Қериндишим Саул, көзлириң әслигә кәлсун», деди. Шу ан көзлирим әслигә келип, уни көрдүм. 14У маңа: «Әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа сени Өзиниң ирадисини билишиң үчүн таллиди. У йәнә Өзиниң адил Хизмәткари болған һәзрити Әйсани көрүшүң үчүн вә Униң ағзидин чиққан сөзләрни аңлишиң үчүн сени таллиди. 15Чүнки сән көргән-аңлиғанлириңни пүтүн инсанларға йәткүзисән! 16Шундақ екән, сән йәнә немини күтүп турисән? Орнуңдин туруп, чөмүл­дүрүлгин вә Рәббимизгә дуа қилип, гуналириңдин паклан», деди.

17Кейин Йерусалимға қайтип кәлдим. Мәркизий ибадәтханида дуа қиливатқинимда, көзүмгә бир ғайибанә аламәт көрүнди. 18Бу аламәттә мән Рәббим Әйсани көрдүм. У маңа: «Йерусалимдин дәрһал кәт, чүнки бу йәрниң адәмлири сениң Маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду», деди. 19Мән: «Әй Рәббим, улар мениң һәммә йәрдә ибадәтханиларға кирип, Саңа ишәнгәнләрни тутқун қилип урғанлиғимни билиду. 20Хәлиқни Саңа ишинишкә дәвәт қилған Истипан өлтүрүлгәндә, мәнму шу йәрдә едим. Уни өлтүргәнләрниң кийимлирини сақлап, қилмишлириға қошулған едим! Мән бу йәрдә турсам, улар мениң гепимгә чоқум ишиниду», дедим. 21Бирақ Рәббим Әйса маңа йәнә: «Йерусалимдин чиқип кәт. Сени жирақ җайларға, йәһудий әмәсләрниң арисиға әвәтимән», деди.

22Павлусниң сөзлиригә баштин аяқ қулақ селиватқан халайиқ униң йәһудий әмәсләр һәққидики сөзини аңлаш биләнла:

— Уни йоқитиш керәк! Өлтүрүш керәк! У өлүшкә тегишлик! — дәп чуқан селишти. 23Улар бир тәрәптин чуқан селип, бир тәрәптин кийим­лирини пулаңлитип, топа соруп, чаң чиқиривәтти. 24Рим коман­дани Павлусни қорғанға әкирип кетишкә әмир қилди вә халайиқниң униңға немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини тәкшүрмәкчи болуп, ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйриди. 25Улар Павлусни түврүккә бағлап қамчилимақчи болғанда, Павлус йенида турған йүз бешиға:

— Бир Рим пухрасини сотлимайла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.

26Бу сөзни аңлиған йүз беши команданниң алдиға берип:

— У киши Рим пухраси екән. Сиз немә иш қиливатқанлиғиңизни бил­мәмсиз?! — деди.

27Командан Павлусниң алдиға берип, униңдин:

— Ейтқин, сән расттинла Рим пухрасиму? — дәп сориди.

— Раст, — дәп җавап бәрди Павлус.

28— Мән нурғун пул хәшләп, аран пухралиқ салаһийитигә егә бол­дум, — деди командан.

Павлус:

— Мән туғулушумдин шундақ, — деди.

29Шуниң билән Павлусни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал өзини чәткә алди. Уни бағлатқан команданму униң Рим пух­раси екәнлигини билип, қорқуп кәтти. Чүнки у бир Рим пухрасини қанунсиз һалда бағлап, қамчилашқа әмир қилған еди.

Павлусниң алий кеңәшмидә өзини ақлиши

30Командан йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайити­ниң сәвәвини һәқиқий билиш үчүн, әтиси уни йешиветип, алий роһаний­лар вә пүтүн йәһудий алий кеңәшмисидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйриди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.


23

1Павлус алий кеңәшмә башлиқлириға тикилип туруп:

— Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак вижда­ним билән яшап кәлдим, — деди.

2Буни аңлиған баш роһаний Һанания Павлусниң йенида турған­лар­ға униң ағзиға урушни буйриди. 3Павлус униңға:

— Әй теши пал-пал сахтипәз! Сени Худа уриду! Сән у йәрдә олтирип мени Тәврат қануни бойичә сораққа тартмақчи, лекин мени урғузуп, өзәң Тәврат қануниға хилаплиқ қиливатисән! — деди.

4— Сән Худаниң баш роһанийиға һақарәт кәлтүрүватамсән?! — дейишти йенида турғанлар. 5Павлус:

— Мени кәчүрүңлар! Мән униң баш роһаний екәнлигини билгән болсам, ундақ демәттим, чүнки Тәвратта: «Хәлқиңни башқуридиған башлиққа төһмәт қилма!» дейилгән, — деди.

6Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқими­дикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнли­гини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән:

— Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.

7Бу сөз униң ағзидин чиқиши билән тәң, пәрисийләр билән садуқийлар талаш-тартиш қилишип кәтти. Кеңәшмидикиләр иккигә бөлүнүп кәтти. 8Чүнки садуқийлар өлгәнләрниң қайта тирилишигә, периштә вә роһларниң барлиғиға ишәнмәйду. Лекин пәрисийләр буларға ишиниду. 9Буниң билән чуқан-сүрән барғансири күчәйди. Пәрисий еқимидики бәзи Тәврат устазлири орнидин туруп:

— Биз бу адәмдин һеч қандақ хаталиқ тапалмидуқ! Еһтимал, раст­тин бир роһ яки периштә униң билән сөзләшкән болса, һәҗәп әмәс! — дәп қаттиқ муназириләшти.

10Талаш-тартиш овҗ елип кәтти. Йәһудийларниң Павлусни тартип парчә-парчә қиливетиштин қорқуп қалған командан ләшкәрлириниң залға кирип, кишиләрниң арисидин Павлусни зорлуқ билән тартип чиқип, қорғанға әкирип кетишини буйриди.

11Шу күни кечиси Рәббимиз Әйса Павлусниң йенида туруп:

— Ғәйрәтлик бол! Сән Йерусалимда Мән үчүн гувалиқ бәргиниңдәк, әнди Рим шәһиридиму шундақ қилишиң керәк, — деди.

Павлусни өлтүрүш сүйиқәсти

12Әтиси әтигәндә бәзи йәһудийлар мәхпий сүйиқәстлик қилишни планлап, Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дәп қәсәм қилишти. 13Бу сүйиқәстни планлиғучилар қириқ нәччә киши еди. 14Улар алий роһанийлар вә йәһудий ақсақаллириниң алдиға берип:

— Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, дәп қаттиқ қәсәм қилдуқ. 15Һазир силәр вә алий кеңәшмә Павлусниң ишлирини техиму тәпсилий тәкшүрүш баниси билән уни кеңәшмигә елип келишни Рим команданидин тәләп қилиңлар. Биз тәйяр туруп, уни кеңәшмигә елип келиштин илгирила өлтүрүветимиз, — деди.

16Бирақ бу сүйиқәсттин хәвәр тапқан Павлусниң сиңлисиниң оғли дәрһал һәрбий қорғанға кирип, Павлусқа хәвәр қилип қойди. 17Буниң билән Павлус йүз бешилиридин бирини чақиртип, униңға:

— Бу жигитни командан билән көрүштүрүп қойсиңиз. Униң коман­данға мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.

18Йүз беши бу жигитни команданниң алдиға башлап кирип:

— Мәһбус Павлус мени чақиртип, бу жигитни сиз билән көрүш­түрүп қоюшумни тәләп қилди, чүнки униң сизгә мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.

19Командан жигитни қолидин тутуп, бир чәткә тартип:

— Мәлум қилидиған немә ишиң бар? — дәп сориди.

20У җававән мундақ деди:

— Йәһудий ақсақаллири Павлусниң ишлирини тәпсилий тәкшүрүш баниси билән өзлиридин әтә уни йәһудий алий кеңәшмисигә елип бериш­ни тәләп қилишқа келишти. 21Уларға мақул болмиғайсиз, чүнки қириқ нәччә адәм уни йошурун күтүп туриду. Улар Павлусни өлтүрми­гичә һеч нәрсә йемәймиз һәм ичмәймиз, дәп қәсәм қилишипту. Һазир өзлириниң уларниң тәливигә қошулушлирини күтүп туриду.

22Командан униңға:

— Бу ишни маңа мәлум қилғанлиғиңни һеч ким уқмисун, — дәп тапилап, уни қайтурди.

Павлусниң һаким Феликскә тапшурулуши

23Командан йүз бешидин иккини чақиртип:

— Икки йүз пиядә ләшкәр, йәтмиш атлиқ ләшкәр вә икки йүз нәйзи­ваз ләшкәр һазирлап, бүгүн кечә саат тоққузда Қәйсәрийә шәһиригә қарап йолға чиқиңлар. 24Шуниң билән биллә Павлусни һаким Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униңға улақ тәйярлаңлар, — дәп буйриди.

25Командан Лисияс Павлус һәққидә Феликскә йәнә мундақ бир хәт язди:

26«Һөрмәтлик һаким Феликс җанаплириға Клавдиюс Лисияс­тин еһтирам билән салам!

27Мәхсәткә кәлсәм, бу кишини йәһудийлар тутувалған болуп, өлтүрмәкчи болған еди. Лекин униң Рим пухраси екәнлигини билип қелип, ләшкәр башлап берип уни қутқуздум. 28Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайи­тиниң сәвәвини тәкшүрүп ениқлимақчи болуп, уни йәһудий­лар­ниң алий кеңәшмисигә елип бардим. 29Нәтиҗидә мән уларниң униң үстидин қилған шикайитиниң диний қануниға даир мәсилиләрдин башқа нәрсә әмәс екәнлигини байқидим. Униңдин өлүм җазасини беришкә яки зинданға ташлашқа лайиқ бирәр җинайәт тапалмидим. 30Кейин мән бәзи йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә болуватқанлиғидин хәвәр тепип, дәрһал уни җанаплириға йоллашни тоғра таптим. Шуниң билән биллә әризә қилғучиларниң шикайәт­лирини өзлириниң алдида қилишини буйридим».

31Ләшкәрләр буйруқ бойичә Павлусни кечиләп Антипатрис шәһи­ригә йәткүзди. 32Әтиси Павлус атлиқ ләшкәрләрниң елип беришиға тапшурулди. Пиядә ләшкәрләр болса, Йерусалимдики һәрбий қорған­ға қайтип кәлди. 33Атлиқлар Қәйсәрийәгә берип, хәтни һакимға сунди вә Павлусниму тапшурди. 34Һаким хәтни оқуғандин кейин, Павлус­ниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң өз башқуру­шидики Киликийәдин кәлгәнлигини билип, 35униңға:

— Сени үстүңдин әризә қилғучилар кәлгәндә, бир тәрәп қилимән, — деди вә ләшкәрләргә уни Һирод хан салған ордидики бир өйгә солап, назарәт қилишни буйриди.


24

Йәһудийларниң Павлус үстидин шикайәт қилиши

1Бәш күндин кейин баш роһаний Һанания вә ақсақаллардин бир нәччиси Тәртулус исимлиқ бир қанун натиғи билән Қәйсә­рийәгә келип, Павлус тоғрисидики шикайәтләрни һаким Феликскә сунди. 2Павлус чақиртилди. Тәртулус униң үстидин шикайәт қилип мундақ деди:

— Һөрмәтлик Феликс җанаплири! Биз өзлириниң қоли астида узун­дин бу ян аман-есән яшап кәлмәктимиз, хәлқимизниң начар илләт­лири түгитилип, чоң өзгиришләр барлиққа кәлди. 3Буниңдин һәр вақит, һәр җайда чәксиз миннәтдармиз. 4Мәнки Тәртулус өзлирини артуқчә аварә қилишни халимаймән. Қисқиғина әризилиримизни сәвирчанлиқ билән аңлашлирини өтүнүп сораймән. 5Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур. 6-7У бизниң мәркизий ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди, шуңа биз уни тутувалдуқ. 8Уни сорақ қилип көрсила, бизниң әризилиримизниң тоғрилиғини чүшинәләйдила!

9Жиғинға қатнашқан йәһудийларму бир еғиздин шикайәт қили­шип, униң ейтқанлирини тәстиқләшти.

Павлусниң өзини ақлиши

10Павлус һаким Феликсниң рухситини алғандин кейин, сөз қилип мундақ деди:

— Җанаплириниң узун жиллардин бери йәһудий хәлқини сорап кәлгән­лигидин хәвирим бар. Шуңа алдилирида өзәмни ақлашқа разимән. 11Асанла биләләйдилики, мән Йерусалимға ибадәт қилишқа барғинимдин һазирғичә пәқәт он икки күнла өтти. 12Мениң мәркизий ибадәтханида бирәр адәм билән талаш-тартиш қилғанлиғимни көргән киши йоқ вә мениң башқа ибадәтханиларда яки шәһәрниң башқа җайлирида аммини қутратқанлиғимниму көргән киши йоқ. 13Улар җанаплириға мениң үстүмдин қилған шикайәтлиригә испат көрситип берәлмәйду.

14Бирақ бирла ишни етирап қилимәнки: мән йәһудийлар хата еқим, дәп қариған һәзрити Әйсаниң йоли билән меңип, әҗдатлиримиз әзәлдин етиқат қилған Худаға ибадәт қилимән. Тәвратта вә башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғанларниңму һәммисигә ишинимән. 15Мошу йәһудийларға охшаш, мәнму пүтүн инсанларниң яхши-яман болушидин қәтъий нәзәр, һәммисиниң өлгәндин кейин сорақ қилиниши үчүн өлүмдин қайта тирилдүрүлидиғанлиғиға ишинимән. 16Шу сәвәптин өзәм һемишәм Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак вижданлиқ болушқа тиришимән. 17Мән Йерусалимдин кәткинимгә хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә йәһудий қериндашлиримға ярдәм пул йәткүзүп бәргили вә Худаға қурванлиқ қилғили барған едим. 18Үстүмдин шикайәт қилған йәһудийлар мени мәркизий ибадәтхана һойлисида учратқинида, мән тазилиниш диний қаидисидин өтүп, сәдиқәмни сунувататтим, әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, қалаймиқанчилиқ чиқарғинимму йоқ. 19Асия өлкилик әшу йәһудийларниң мениң үстүмдин шикайәтлири болса, әсли улар өзлири келип, җанаплириниң алдида дейиши керәк еди. 20Болмиса қени мошу жиғиндикиләр Йерусалимдики йәһудий алий кеңәшмисидә сорақ қилинған вақтимда, мениңдин қандақ җинайәт тепилғанлиғини ейтип бақсун. 21Пәқәт шуни етирап қилимәнки, йәһу­дий алий кеңәшмисидә сорақ қилинған вақтимда, «Бүгүн өлгән­ләрниң қайта тирилишигә ишәнгәнлигим үчүнла, силәрниң сориғиң­ларға тартиливатимән!» дәп вақириған едим. Буниңда немә гуна бар?!

22Рәббимизниң йолиға нисбәтән хелә билими болған Феликс сорақ­ни тохтитип, уларға:

— Давариңлар тоғрисидики һөкүмни командан Лисияс кәлгәндә чиқиримән, — деди.

23У йүз бешиға Павлусни давамлиқ тутуп турушни, лекин униңға бир аз кәң муамилә қилип, дост-бурадәрлириниң униң турмуш еһтия­җини тәминләп турушиға йол қоюшни буйриди.

Павлус һаким Феликс вә униң рәпиқиси Друсиланиң алдида

24Бир нәччә күндин кейин һаким Феликс йәһудий аяли Друсила билән биллә келип, Павлусни чақиртип, униңдин Қутқазғучи-Мәсиһ Әйсаға ишиниш йолини аңлиди. 25Павлус Худаниң алдида һәққаний яшаш, өзини тутувелиш, қиямәт күнидики соал-сорақ қилиниш қатар­лиқлар тоғрисида тохталғанда, вәһимигә чүшкән Феликс униңға:

— Һазирчә қайтип турсиңизму болиду. Кейин вақтим чиққанда йәнә чақиртимән, — деди.

26У Павлусниң пара беришини күтәтти, шуниң үчүн уни пат-пат чақиртип, униң билән сөзлишәтти. 27Икки жилдин кейин һаким Феликсниң орниға Поркиюс Фестус һаким болди. Феликс йәһудий­ларға яхши көрүнүш үчүн Павлусни солақта қалдурди.


25

Павлусниң һаким Фестусниң алдида сорақ қилиниши

1Фестус Феликсниң орниға һаким болуп, Йәһудийә өлкисидики Қәйсәрийәгә келип үч күндин кейин Йерусалимға барған еди. 2Алий роһанийлар билән йәһудийларниң ақсақаллири Фестусқа Павлусниң үстидин шикайәт қилип, униңдин Павлусни 3Йерусалимға әвәтип беришни өтүнүп сориди. Чүнки улар йол үстидә Павлусни өлтүрүшни қәстлигән еди. 4Лекин Фестус уларға:

— Павлус һазир Қәйсәрийәдә солақта. Мән йеқинда у йәргә қайтип кетимән. 5Силәрниң ақсақаллириңлар мән билән биллә барсун. Әгәр униң бирәр қанунсиз қилмишлири болса, улар шу йәрдә шикайәт қилса болиду, — дәп җавап бәрди.

6Фестус уларниң арисида он күнчә туруп, Қәйсәрийәгә қайтип кәлди. Әтиси сот ечип, Павлусни сот мәйданиға елип келишни буйриди. 7Павлус кәлгәндин кейин, Йерусалимдин кәлгән йәһудийлар униң әтрапиға олишип, униңға нурғун еғир җинайәтләрни артип, униң үстидин шикайәт қилди. Бирақ һеч қайсисиға испат көрситип берәлмиди. 8Шуниң билән Павлус өзини ақлап:

— Мән йәһудийларниң қануниға, мәркизий ибадәтханисиға яки Рим императориға қарши һеч қандақ җинайәт өткүзмидим, — деди.

9Лекин Фестус йәһудийларға яхши көрүнүш үчүн, Павлустин:

— Сени Йерусалимға апирип, у йәрдә бу шикайәтләргә асасән сотли­сам қандақ? — дәп сориди.

10— Болмайду! — дәп җавап бәрди Павлус, — мән һазир Рим импера­то­риниң һоқуқи билән тайинланған сорақчи алдида туримән. Мени сорақ қилишқа тегишлик йәр мана мошу. Өзиңизгә мәлум, мән йәһудийларға қарши һеч қандақ җинайәт өткүзмидим. 11Әгәр җинайитим болса вә өлүмгә лайиқ бирәр иш қилған болсам, мени җазалимаң, дәп тәләп қилмиған болаттим. Уларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлири әмәлиятқа уйғун әмәс. Шуниң үчүн һеч кимниң мени уларға тапшуруп беришкә һәққи йоқ. Мән Рим императориға әризә қилимән! Өзи мени сорақ қилсун!

12Һаким Фестус мәслиһәтчилири билән мәслиһәтләшкәндин кейин, Павлусқа:

— Сән Рим императориниң сорақ қилишини тәләп қилдиң, шуңа униң алдиға елип берилисән, — деди.

Һаким Фестусниң Агрипа хан ІІ гә Павлус тоғрилиқ ейтқанлири

13Бир нәччә күндин кейин Агрипа хан билән сиңлиси Бәрники Фестусниң һакимлиқ мәнсивигә олтарғанлиғини тәбрикләш үчүн, Қәйсәрийәгә кәлди. 14У йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Фестус Павлус тоғрисида Агрипаға мундақ деди:

— Бу йәрдә Феликс қалдуруп кәткән бир мәһбус бар еди. 15Мән Йерусалимға барғинимда, йәһудий алий роһанийлири билән ақсақал­лири униң үстидин шикайәт қилип, мәндин уни җазалашни тәләп қилишти. 16Мән уларға римлиқларниң қануни бойичә сорақ қилин­ғучи әризә қилғучи билән йүзләштүрүлүштин вә униңға өзини ақлаш пурсити берилиштин илгири, униң үстидин һөкүм чиқиришқа бол­майди­ғанлиғини ейттим. 17Улар бу йәргә кәлгәндин кейин, мән вақитни кечиктүрмәй, әтисила сорақни башлап, у кишини сораққа әкелишни буйридим. 18Әризә қилғучилар орунлиридин туруп, униң үстидин шикайәт қилишти. Лекин уларниң шикайәтлири мениң ойлиғинимдәк җинайәт һәққидә әмәс еди. 19Әксичә уларниң бу киши билән талаш-тартиш қилишқини өз дини һәққидики мәсилиләр вә Әйса исимлиқ бир Киши һәққидә еди. У Киши өлгән болуп, Павлус болса, У тирилди, дәйдикән. 20Бу мәсилини мән зади қандақ ениқлаш­ни билмидим. Шуниң үчүн мән Павлустин Йерусалимға берип у йәрдә бу шикайәтләргә асасән сораққа тартилишқа рази болуш-болмас­ли­ғини сориған едим. 21Һалбуки, Павлус Римда Рим императориниң алдида сорақ қилинишни тәләп қилди. Шуңа мән уни императорниң алдиға әвәткәнгә қәдәр, солақта тутуп турушни буйридим.

22Агрипа Фестусқа:

— Мәнму бу кишиниң сөзлирини аңлап бақай, — деди.

— Әтә аңлайсиз, — деди Фестус.

23Әтиси Агрипа билән Бәрники һәйвәтлик тәнтәнә билән жиғин залиға кирип кәлди. Һәр қайси командан вә шәһәр башлиқлириму улар билән биллә келишти. Фестусниң әмир бериши билән Павлус елип кирилди.

24Һаким Фестус мундақ деди:

— Агрипа хан алийлири вә жиғинға қатнашқан җанаплар! Бу кишини көрүп турупсиләр. Пүтүн йәһудийлар бу йәрдә вә Йеруса­лимда өлүм җазасини беришни қаттиқ тәләп қилған киши мана шу. 25Лекин мән униңдин өлүм җазасини беришкә тегишлик бирәр җинайәт тапалмидим. Һазир у «Мени Рим императори сорақ қилсун», дәп илтимас қилди, шуниң билән уни Римға әвәтишни қарар қилдим. 26Бирақ бу киши һәққидә мәндә падишаға мәлум қилғидәк очуқ мәлумат йоқ. Шуңа әһвални тәкшүрүш арқилиқ бирәр мәлуматқа егә болуш мәхситидә уни һәр бириңларниң алдиға, болупму Агрипа хан алийлириниң алдиға елип кәлдим. 27Чүнки мениңчә мәһбусни Римға әвәтип, униң үстидин қилинған шикайәттин тәпсилий мәлумат бәрмәслик тоғра әмәс.


26

Павлусниң Агрипа хан алдида өзини ақлиши

1Шуниң билән Агрипа хан Павлусқа:

— Өзәңни ақлишиңға рухсәт, — деди.

Павлус қолини көтирип өзини ақлашқа башлиди:

2— Әй Агрипа хан, бүгүн алдилирида йәһудийлар мениң үстүмдин шикайәт қилған пүтүн ишлардин өзәмни ақлаш пурситигә егә болғанлиғим үчүн, өзәмни бәхитлик һис қилимән! 3Болупму хошал­линарлиқ йери шуки, өзлири йәһудийларниң әнъәнилири вә талаш-тартиш қилидиған мәсилилирини яхши билисиз. Шуниң үчүн әризә-һалимни сәвирчанлиқ билән аңлап беқишлирини өтүнимән.

4Мениң дәсләптә өз жутумда һәм кейин Йерусалимда қандақ яшап кәлгәнлигим һәммә йәһудийларға аян. 5Улар мениң узундин бери йәһудий дининиң пәрисий намлиқ әң күчлүк еқимиға мәнсүп екәнлигимни яхши билиду. Әгәр халиса, гувалиқ берәләйду. 6Худа әҗдатлиримизға вәдә қилғинини үмүт қилғиним үчүн, әнди бүгүн өзлириниң алдида сотлиниватимән. 7Бизниң хәлқимизниң он икки қәбилисидики пүтүн қериндашларму кечә-күндүз Худаға ибадәт қилип, Униң уларға қилған дәл мошу вәдисини әмәлгә ашурушини интизарлиқ билән күтүп кәлди. Әй хан, йәһудийларниң мениң үстүмдин шикайәт қилиши, дәл мана шу үмүт билән мунасивәтлик. 8Силәр немишкә Худаниң өлгәнләрни тирилдүрәләйдиғанлиғиға ишәнмәйдиғансиләр?

9Бурун мәнму насирәлик Әйсаниң намиға пүтүн күчүм билән қарши турушум керәк, дәп қараттим 10вә Йерусалимда мана шун­дақ қилған едим. Алий роһанийлардин алған һоқуқум билән нурғун мәсиһийләрни зинданға тутуп бәргән, улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә қошулған едим. 11Мән һәр қайси ибадәтха­ниларда уларни издәп, көп қетим уларни җазалитип, уларни ишәнчи­дин ваз кечишкә мәҗбурлашқа тиришқан едим. Мән уларға шу қәдәр өч едимки, һәтта башқа дөләтләрдики шәһәрләргә берип, уларға зиян­кәшлик қилған.

12Әй хан, бир күни алий роһанийлар бәргән һоқуқ билән һәзрити Әйсаға әгәшкәнләрни зиянкәшлик қилғили Дәмәшқ шәһиригә қарап йолға чиқтим. 13Чүш вақтида йолда кетиветип, асмандин чүшкән қуяш нуридинму күчлүк бир нурниң әтрапимни вә биллә кетиват­қанларни йорутувәткәнлигини көрдүм. 14Һәммимиз йәргә жиқилдуқ. Мән арамий тилида ейтилған: «Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәш­лик қилисән? Сән худди ғоҗайини урсиму маңмиған җаһил ешәккә охшаш, өзәң зиян тартисән!» дегән бир авазни аңлидим. 15«Әй Рәббим, Сән Кимсән?» дәп соридим мән. Рәббим Әйса җававән: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйса! 16Орнуңдин тур! Сени Өзәмгә хизмәт қилишқа һәм гувалиқ беришкә таллиғанлиғим үчүн, саңа көрүндүм. Сән бүгүн Мениңдин көргән ишларни һәм кәлгүсидә саңа көрситидиған ишлиримни башқиларға йәткүзисән. 17Мән сени йәһудийларниңму вә йәһудий әмәсләрниңму қолидин қутқузимән. Мән сени йәһудий әмәсләрниң йениға әвәтмәкчимән. 18Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.

19Әй Агрипа хан, шуниң үчүн мән Худадин кәлгән ғайибанә аламәттә көрүнгән һәзрити Әйсаға чин бойсундум. 20Алди билән Дәмәшқ хәлқигә, Йерусалим шәһиридики йәһудийларға, пүтүн Йәһудийә өлкисидики кишиләргә, андин йәһудий әмәсләргиму Хуш Хәвәрни йәткүздүм. Уларға «Яман йоллириңлардин йенип, Худа йолиға қайтиңлар! «Товва қилдуқ» десәңлар, уни сөз билән әмәс, яхши әмәлиятиңлар билән испатлаңлар», дәп уларниму товва қилишқа дәвәт қилдим. 21Шу сәвәптин йәһудийлар мени мәркизий ибадәтхана һойлисида тутуп, өлтүрүвәтмәкчи болушти. 22Бирақ Худа бүгүнгичә маңа ярдәм қилип, мени қоғдиди. Шуниң үчүн бүгүн бу йәрдики чоң-кичик һәммисиниң алдидиму һәзрити Әйсаға гувалиқ беримән. Мениң ейтқанлирим Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң келидиған Қутқазғучи-Мәсиһ һәққидә алдин-ала ейтқанлиридин башқа нәрсә әмәс. 23Улар Қутқазғучи-Мәсиһниң җәзмән өлтүрүлүп, һәммидин бурун өлүмдин мәңгүгә тирилдүрүлүп, Өз хәлқи һәм пүткүл дуния хәлқигә ниҗатлиқ нурини елип кәлгәнлигини алдин-ала ейтқан еди.

24Павлус өзини мана шундақ ақлиғанда, һаким Фестус жуқури аваз билән униңға:

— Павлус, сараң болупсән! Жуқури билимиң әқлиңни аздурупту! — деди.

25— Һөрмәтлик һаким Фестус! — деди Павлус, — мән сараң болғиним йоқ, мениң ейтқанлирим раст вә әқилгә мувапиқ. 26Бу ишлардин Агрипа ханниңму хәвири бар, шуңа мән ханға очуқ ейталаймән. Бу ишларниң һәммисигә ханниң диққәт қилидиғанлиғиға ишинимән. Чүнки һәзрити Әйсаниң бешидин өткән ишлар адәм көрмәйдиған булуң-пушқақларда болған ишлар әмәстә!

27Андин Павлус Агрипа ханға қарап, мундақ деди:

— Әй хан, өзлири пәйғәмбәрләрниң Қутқазғучи һәққидә ейтқан­ли­риға ишинәмдила? Ишинидиғанлиқлирини билимән.

28Агрипа хан Павлусқа:

— Сән мени мошунчилик қисқиғина вақитта Әйсаға ишинишкә қайил қилалаймән, дәп ойлаватамсән? — деди.

29Павлус:

— Мәйли балдур яки кейин болсун, өзлириниң вә бүгүн мениң сөзүмни аңлиғучиларниң һәммисиниң маңа охшаш һәзрити Әйсаға ишиниши үчүн дуа қилимән. Пәқәтла маңа охшаш зәнҗирдә болу­шуң­ларни халимаймән, — деди.

30Шуниң билән Агрипа хан, һаким Фестус, Агрипаниң сиңлиси Бәрники вә башқилар орунлиридин туруп, 31у йәрдин чиқип кәткән­дин кейин, бир-биригә:

— Бу кишиниң өлүмгә яки түрмигә солашқа тегишлик бирәр җинайи­ти йоқ екән, — дейишти.

32Агрипа хан Фестусқа:

— Бу адәм «Мени Рим императори өзи сорақ қилсун», демигән болса, қоюп берилсә болаттикән! — деди.


27

Павлусниң Рим шәһиригә қилған деңиз сәпири

1Бизниң су йоли билән Италияниң Рим шәһиригә беришимиз қарар қилинғандин кейин, римлиқ әмәлдарлар Павлус билән башқа мәһбусларни падиша һәрбий қошундики Юлиюс исимлиқ бир йүз бешиға тапшуруп бәрди. 2Биз Әдрәмит шәһиридин Асия өлкиси­ниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баридиған кемигә олтирип, сәпәргә атландуқ. Македонийә өлкисиниң Салоника шәһиридин болған Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди. 3Әтиси Сидон шәһиригә йетип кәлдуқ. Юлиюс Павлусқа кәңчилик қилип, еһтияҗлирини һәл қилиши үчүн, униң шу йәрдики дост-бурадәрлириниң йениға беришиға рухсәт қилди. 4Биз у йәрдин йәнә йолға чиқтуқ. Қарши тәрипимиздин шамал чиққанлиғи үчүн, Сипрус арилиниң шамалға далда тәрипи билән маңдуқ. 5Киликийә вә Памфи­лийә өлкилириниң деңиз тәвәлигидин өтүп, Ликия өлкисидики Мира шәһиригә кәлдуқ. 6Биз у йәрдә кемидин чүштуқ. Юлиюс Искәндәрийә шәһиридин Италиягә баридиған кемини тепип, бизни елип униңға чүшти.

7Деңиздики сәпиримиз наһайити аста болди. Бир нәччә күндин кейин наһайити тәсликтә Кинидос шәһириниң бойиға кәлдуқ. Шамалға қарши маңғанлиғимиз үчүн, бурунқи йөнилишимиз бойичә илгириләлмидуқ. Шуңа Крит арилиниң шамалға далда тәрипи билән меңип Салмоний йерим арилидин өтүп, 8деңиз қирғиғини бойлап, наһайити тәсликтә илгирилидуқ, Ласея шәһиригә йеқин болған «Арамгаһ»* дәп атилидиған бир йәргә кәлдуқ.

9Сәпиримиз хелә вақит кәйнигә созулуп, күз пәсли болуп қалған еди. Онинчи айдин кейин боран көп болғанлиқтин, деңизда сәпәр қилиш хәтәрлик еди. Шуңа Павлус көпчиликкә:

10— Қериндашлар, мениңчә бу йәрдин сәпәрни давамлаштуруш наһайити хәтәрлик. Мал вә кемә зиянға учрапла қалмай, һаятимизни сақлап қелишму тәс! — дәп агаһландурди.

11Бирақ йүз беши Юлиюс болса кемә ғоҗайини билән кемә башли­ғиниң сөзигә ишинип, Павлусниң сөзигә ишәнмиди. 12Униң үстигә бу йәрму қишлап қелишқа мувапиқ җай әмәс еди. Шуңа көпчилик сәпәрни давамлаштуруп, мүмкин қәдәр Феникс шәһиригә йетивелип шу йәрдә қишлашни қувәтлиди. Чүнки Крит арилидики бу яхши порт шәһиригә пәқәт шәрқий-җәнуп вә шәрқий-шимал шамили тегидиған болуп, у шәһәр қишлашқа наһайити мувапиқ җай еди.

Деңиздики боран-чапқун

13Җәнуптин йеник шамал чиқип туратти, көпчилик әсли план бойи­чә маңсақ болиду, дәп деңиздин ләңгәрни* чиқирип, кемини һайдап йолға чиқти вә Крит арилини бойлап маңди. 14Узун өтмәй аралдин қаттиқ шәрқий шимал борини чиқип кәлди. 15Кемә боранниң һуҗумиға учриғанлиқтин, алға илгириләшкә амалсиз қалдуқ. Шуниң билән кемини боранниң һайдап меңишиға қоюп бәрдуқ. 16Кавда дегән бир кичик аралниң шамалға далда тәрипигә өтүвелип, қолвақни кемигә чиқиривелиш арқилиқ, уни наһайити тәстә сақлап қалалидуқ. 17Кемичиләр кемә парчилинип кәтмисун дәп, кемини ағамча билән сиртидин орап бағлавалди. Кеминиң Ливийә дөлитигә йеқин йәрдә деңиз астидики қум догисиға петип қелишидин әнсирәп, йәлкәнләрни чүширип, кемини меңишиға қоюп бәрди. 18Шиддәтлик боран тохти­миған еди. Әтиси улар кемини йениклитиш үчүн мални деңизға ташлашқа башлиди. 19Униң әтиси кемидики қурал-сайманларниму деңизға ташлавәтти. 20Биз бир қанчә күнләргичә күн вә юлтузларниму көрәлмидуқ. Боран-чапқун йәнила шиддәтлик давамлишивәрди. Ахир қутулуп қелиш үмүтүмиздинму ваз кәчтуқ.

21Кемидикиләр бир нәрсә йемигинигә хелә күнләр болған еди. Павлус уларниң алдида туруп:

— Қериндашлар, силәр балдурла мениң «Криттин йолға чиқмайли», дегән сөзүмни аңлиған болсаңлар, бу зиян-зәхмәтләргә учримиған болаттуқ. 22Лекин әнди силәрниң ғәйрәтлик болушуңларни өтүнимән. Кемә ғәриқ болған тәғдирдиму, һеч қайсиңларниң һаяти зиянға учримайду. 23Чүнки мениң Егәм болған вә мән хизмәт қилип кәлгән Худа түнүгүн кечә бир периштәсини йенимға әвәтти, 24периштә маңа: «Павлус, қорқма! Сән Худаға гувалиқ беришиң үчүн, Рим императориниң алдиға беришиң керәк. Меһриван Худа дуайиңни қобул қилип, сән билән биллә сәпәр қилғанларниң һәммисини қутқузиду!» деди. 25Шуниң үчүн һәммиңлар ғәйрәтлик болуңлар, ишинимәнки, Худа маңа қилған сөзлирини җәзмән әмәлгә ашуриду. 26Бирақ биз қирғаққа урулуп кетиштин сақлиналмаймиз.

27Сәпиримизниң он төртинчи күни кечиси кемимиз техичә Адриа­тик деңизида ләйләп жүрәтти. Йерим кечидә кемичиләр қуруқлуққа йеқинлап қалдуқ дәп қарап, 28деңизға ағамча ташлап, суниң чоңқур­луғини өлчәп көргән еди, қириқ метр чиқти. Сәл алдиға меңип йәнә өлчиведи, оттуз метр чиқти. 29Улар кеминиң хада ташларға урулуп кетишидин қорқуп, кемини тохтитиш үчүн кеминиң кәйнидин төрт ләңгәр ташлап, таң етишини интизарлиқ билән күтүп турди. 30Кемидин қачмақчи болған кемичиләр кеминиң бешидинму ләңгәр ташлаймиз, дәп банә тепип, қолвақни деңизға чүшәрди. 31Лекин Павлус йүз беши Юлиюс вә ләшкәрләргә:

— Бу кемичиләр кемидә қалмиса, силәр қутулалмайсиләр! — деди.

32Шуниң билән ләшкәрләр кемидики қолвақниң ағамчисини кесип, уни деңизға ташлавәтти. 33Таң етишқа аз қалғанда, Павлус көпчи­ликни бир аз ғизалинивелишқа чақирди. У:

— Силәрниң ғәм-қайғу ичидә ач жүргиниңларға он төрт күн болди. 34Әнди бир аз ғизалинишиңларни өтүнимән. Һаят қелишиңлар үчүн мошундақ қилиш керәк. Һеч қайсиңларниң бир тал чечиму зиянға учримайду! — деди.

35Павлус бу сөзни қилип болуп, қолиға бир парчә нанни елип, көпчи­ликниң алдида Худаға шүкүр ейтип, нанни уштуп йеди. 36Буни көргән һәммиси ғәйрәтлинип, ғизалинишқа башлиди. 37Кемидә биз җәми икки йүз йәтмиш алтә киши едуқ. 38Һәммиси қосақ­ли­рини тойдурғандин кейин, кемичиләр кемини йениклитиш үчүн, кемидики буғдайларниму деңизға ташлавәтти.

Кеминиң ғәриқ болуши

39Таң атқанда кемичиләр қуруқлуқни көрди. Улар у йәрниң нәлигини ениқ биләлмигән болсиму, бирақ униңдики бир қумлуқ қолтуқни байқап, кемини бир амал қилип шу йәрдә қуруқлуққа чиқар­мақчи болди. 40Улар алди билән ләңгәрләрниң ағамчисини кесип, ләңгәрләрни деңизға ташлавәтти. Шуниң билән бир вақитта кемини йәнә һайдаш үчүн, кеминиң йөнилишини башқуридиған икки тахтай­ниң ағамчисини бошитип, тахтайларни деңизға чүширивәтти. Андин кеминиң бешидики йәлкәнни чиқирип, шамалниң ярдими билән кемини қирғаққа йеқинлатти. 41Лекин кемә қирғаққа йәткичә, деңиз астидики қум догисиға урулуп петип қалди. Кеминиң беши қумға петип, қозғилалмай қалди, кеминиң арқа тәрипи долқунларниң зәр­биси билән чугулуп кетишкә башлиди.

42Ләшкәрләр мәһбусларниң суға сәкрәп қечип кетишидин сақли­ниш үчүн һәммисини өлтүрүвәтмәкчи болди. 43Лекин Павлусни қутқу­зушни халиған йүз беши ләшкәрләрниң бундақ қилишиға йол қоймиди. У алди билән суда үзүшни билидиғанларниң суға сәкрәп қирғақ­қа чиқишини, 44андин қалғанларниң кеминиң чугулуп кәткән тахтай­лириға вә бәзилириниң яғачларға есиливелип, қирғаққа чиқи­шини буйриди. Шундақ қилип, һәммиси қуруқлуққа сақ-саламәт чиқивалди.



*8. Арамгаһ — теч, хатирҗәм қирғақ.

*13. Ләңгәр — кемини бир җайда тохтитип туруш үчүн, зәнҗиргә бәкитип су астиға ташлинидиған еғир төмүр.



 

28

Малта арилида

1Биз қутулуп қирғаққа чиққандин кейин, бу аралниң Малта екән­­­лигини билдуқ. 2Арал хәлқи бизгә интайин яхши муа­милә қилди. У чағда ямғур йеғип, һава соғ болғачқа, улар гүлхан йеқип бизни күтүвалди. 3Павлус бир бағлам отун терип келип отқа ташла­веди, иссиқтин қачқан бир зәһәрлик илан униң қолиға йепишивалди. 4Йәрликләр Павлусниң қолиға йепишип турған иланни көрүп, бир-биригә:

— Бу адәм җәзмән бир қатил! Деңиздин қутулуп чиққан болсиму, «тәғдир» униң яшишиға йол қоймиди, — дейишти.

5Лекин Павлус қолини силкип, иланни отниң ичигә атти, өзи болса һеч қандақ зәхим йемиди. 6Хәлиқ Павлусниң бәдининиң ишшип кети­шини яки униң туюқсиз жиқилип өлүшини күтәтти. Лекин бир дәм күтүп, униң һеч немә болмиғанлиғини көрүп, хиялини өзгәртип:

— Бу бир худа болса керәк! — дейишти.

7У йәрдин анчә жирақ болмиған җайда арал башлиғи Публиюсниң бир парчә йери бар еди. У бизни өйигә башлап, чин көңли билән үч күн күтти. 8У чағда Публиюсниң атиси толғақ кесилигә гириптар болуп, қизитмиси өрләп, орун тутуп йетип қалған екән. Павлус униң һоҗри­сиға кирип, дуа қилип учисиға қолини тәккүзүп, сақайтип қойди. 9Буниң билән аралдики кесәлләрниң һәммиси Павлусниң алдиға келишип сақийип қайтишти. 10Улар бизни һөрмәтләп, нурғун соғи­ларни әкелишти. Үч айдин кейин, бу йәрдин кетидиған вақтимизда, бизни йолда лазим болидиған керәк нәрсиләр билән тәминлиди.

Малтадин Рим шәһиригә бериш

11Малта арилида Искәндәрийәдин кәлгән, бешиға римлиқларниң қош гезәк худалири Кастор вә Поллуксниң нәқишлири оюлған бир кемә қишлиған еди. Қиш пәслидин кейин биз бу кемә билән йолға чиқтуқ вә 12Сиракоза шәһиригә келип, у йәрдә үч күн турдуқ. 13Андин сәпиримизни йәнә давамлаштуруп, Италиядики Региюм шәһиригә кәлдуқ. Әтиси җәнуптин чиққан шамалниң ярдими билән икки күндә Путейоли шәһиригә йетип кәлдуқ. 14У йәрдә учратқан мәсиһийләрниң тәкливи билән бир һәптә турдуқ. Андин Рим шәһиригә қарап йолға чиқтуқ. 15Римға келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан Римдики мәсиһийләр бизни қарши елиш үчүн Римдин чиқип, әллик нәччә чақирим йол бесип, бәзилири «Үч Сарай» дегән йәргичә вә бәзилири техиму жирақ йол меңип, Апиюс базириғичә кәлгән еди. Уларни көргән Павлус Худаға рәхмәт ейтип, техиму ғәйрәтләнди.

Павлус Рим шәһиридә

16Рим шәһиригә киргинимиздә, Павлусниң бирла күзәткүчи ләшкәр билән бир өйдә турушиға рухсәт қилинди. 17Үч күндин кейин, Павлус у йәрдики йәһудийларниң башлиқлирини өзи билән көрүшүшкә тәклип қилди. Улар кәлгәндә, Павлус мундақ деди:

— Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки әҗдатлиримиздин қалған әнъәниләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда йәһудийлар тәрипидин солаққа тутулуп, римлиқларниң қолиға тапшурулдум. 18Римлиқлар мени сораққа тартқандин кейин, қоювәт­мәкчи болди, чүнки мәндә өлүм җазасини беришкә тегишлик бирәр җинайәт йоқ еди. 19Лекин йәһудийлар буниңға қаршилиқ билдүр­гәчкә, гәрчә өз хәлқим үстидин бирәр шикайитим болмисиму, Рим императориға әризә қилишқа мәҗбур болдум. 20Шу сәвәптин мән һәр бириңлар билән йүз көрүшүш вә бу һәқтә сөзлишиш үчүн силәрни бу йәргә тәклип қилдим. Шуни билишиңлар керәкки, хәлқимиз күтүп кәлгән Қутқазғучиға ишәнгәнлигим үчүнла, бу зәнҗир билән бағлинип, тутқун болуп қалдим.

21Улар Павлусқа:

— Йәһудийәдин сән тоғрилиқ хәт алмидуқ. У йәрдин кәлгән қериндашларниң һеч қайсисиму сән тоғрилиқ бирәр яман хәвәр әкәлмиди яки яман гепиңни қилмиди. 22Лекин сениң пикирлириңни аңлап бақмақчимиз, чүнки сән тәәллуқ болған бу еқимниң һәммә йәрдә қаршилиққа учраватқанлиғидин хәвиримиз бар, — дейишти.

23Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бәлгү­лиди. У күни Павлусниң турған йеригә техиму көп киши кәлгән еди. Павлус әтигәндин кәчкичә уларға Худаниң Падишалиғи һәққидә чүшәндүрүш берип, Тәврат һәм Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни һәзрити Әйсаниң йәһудийлар күтүп кәлгән Қутқазғучи екәнлигигә қайил қилишқа тиришти. 24Униң сөзлиригә бәзиләр ишәнди, бәзиләр ишәнмиди. 25Улар өз ара келишәлмәй, қайт­мақ­чи болғанда, Павлус уларға мундақ деди:

— Муқәддәс Роһниң әҗдатлириңларға ейтқан сөзлири силәргиму тоғра келиду! Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәргә мундақ дегән еди:

26«Берип бу хәлиққә Мениң сөзлиримни ейтқин:

‹ Сөзлиримни аңлайсиләр, аңлайсиләр, чүшәнмәйсиләр.

Қилғанлиримға қарайсиләр, қарайсиләр, мәнасини уқмайсиләр.

27Чүнки бу хәлиқниң зеһни қашаңлашқан.

Улар қулақлирини етивалған, көзлириниму жумувалған.

Ундақ болмисиди, көзлири көрәтти, қулақлириму аңлатти,

Зеһни ойғинип, Маңа қайтатти, Мәнму уларни сақайтаттим › ».

28-29Андин Павлус:

— Шуңа билишиңлар керәкки, Худаниң қутқузуши йәһудий әмәс­ләр­гиму берилмәктә. Улар уни қобул қилмай қалмайду! — деди.

30Павлус өзи иҗаригә алған өйдә икки жил турди вә бу йәрдә униң билән көрүшүшкә кәлгән һәммә кишиләрни қобул қилип, 31Худаниң Падишалиғи тоғрисидики Хуш Хәвәрни жүрәклик тарқитип, Рәбби­миз Әйса Мәсиһкә даир һәқиқәтләрниму йәткүзди, униңға һеч ким тосқунлуқ қилмиди.