Яқуп язған хәтҚисқичә чүшәндүрүш Муәллип хетидә өз исминиң Яқуп екәнлигини тилға алған. У Йеруса¬лим-дики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчиси (Әлчиләр 15:1-21), Әйса Мәсиһниң иниси Яқуп дәп қарилип кәлгән. Әйса Мәсиһ өлүмдин тирилиш-тин бурун, Яқуп Униңға ишәнмигән һәм Униң хизмитини қоллимиған. Кейин у Әйса Мәсиһкә ишинип, Йерусалимдики мәсиһийләр җамаитиниң түврүги болуп қалған. Тезис: 1. Синилиш вә аздурулуш (1-бап 1-18-айәтләр) 2. Аңлаш вә иҗра қилиш (1-бап 19-27-айәтләр) 3. Айримчилиқ қилмаслиқ (2-бап 1-13-айәтләр) 4. Ишәнч вә әмәлият (2-бап 14-26-айәтләр) 5. Тилни тизгинләш (3-бап) 6. Бу дунияда яшаш (4-баптин 5-бап 6-айәткичә) 7. Сәвирчан болуш вә дуа қилиш (5-бап 7-20-айәтләр) |
||