ВәһийләрҚисқичә чүшәндүрүш Әйни вақитта Рим һөкүмранлириниң зорлуқ-зомбулуғи астида мәсиһийләр Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлиги үчүн, шиддәтлик зиянкәшликкә учрап, һәтта бәзи мәсиһийләр өлтүрүлгән еди. Бу китапниң муәллипи болған Юһаннаму Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзгәнлиги үчүн, Патмос арилиға сүргүн қилинған. Дәл мошу вақитта Юһаннаға Худадин аянлар келип, Юһанна Худаниң әмри бойичә уларни йәттә мәсиһийләр җамаитигә (уларниң һәммиси бүгүнки Түркияда) йезип қалдурған. Тезис: 1. Муқәддимә (1-бап 1-8-айәтләр) 2. Дәсләпки аламәтләр (1-бап 9-20-айәтләр) 3. Мәсиһийләр җамаәтлиригә йезилған йәттә парчә хәт (2-3-баплар) 4. Йәттә тамға билән печәтләнгән орам язма (4-баптин 8-бап 1-айәткичә) 5. Йәттә канай (8-бап 2-айәттин 11-бапқичә) 6. Йәттә башлиқ әҗдиһа вә икки девә (12-13-баплар) 7. Көрүнгән башқа аламәтләр (14-15-баплар) 8. Йәттә чинә (16-бап) 9. Бабил, сахта пәйғәмбәр, девә вә иблисниң тартқан җазаси (17-баптин 20-бап 10-айәткичә) 10. Ахирқи һөкүм (20-бап 11-15-айәтләр) 1 1. Йеңи асман, йеңи зимин (21-баптин 22-бап 5-айәткичә) 1 2. Хатимә (22-бап 6-21-айәтләр) |
||