«Чүшәндүрүш Обадия»

     Миладидин бурунқи 586-жили Бабил қошунлири Йәһудийәниң пайтәхти Йерусалимни бесивалғанда, хошна падишалиқ болған Идом бу шәһәрни булаң-талаң қилишқа қатнашти. Идомлиқлар қечиватқан йәһудийәликләрниму тутуп бабиллиқларға тапшуруп бәрди. Бабиллиқлар уларниң бәзилирини өлтүрди, бәзилирини қул қилди. Идом хәлқи Әсавниң әвлатлири болуп, Әсав Яқупниң акиси еди, Яқупниң әвлатлири йәһудийәликләр еди. Гәрчә Идом хәлқи Йәһудийә хәлқи билән қериндаш хәлиқ болсиму, идомлуқлар йәһудийәликләргә һечқандақ һисдашлиқ қилмиди.

     Көп қисим йәһудийәликләр сүргүн қилинғанда, Обадия пәйғәмбәр Йерусалимда қалдурулған еди. У идомлуқларниң бешиға күн чүшкән хошнилириға рәһимсизләрчә муамилә қилғанлиғини әйипләйду вә уларниң һалак болидиғанлиғидин алдин бешарәт бериду. У Худаниң Өз хәлқиниң шан-шәривини әслигә кәлтүридиғанлиғини вә падишалиқниң Пәрвәрдигарға мәнсүп болидиғанлиғини алдин ейтиду.

Тезис:

     1. Идомниң җазалиниши (1-айәттин 14-айәткичә)

     2. Худаниң сорақ күниниң йеқинлиши (15-айәттин 21-айәткичә)

Қайтиш