Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр

Қисқичә чүшәндүрүш

 Бу китапниң муәллипи Лавий дәпму аталған Мәтта болуп, у бурун баҗгир еди. Кейин һәзрити Әйсаниң он икки шагиртиниң бири болған.
Мәттаниң бу китапни йезиштики мәхсити, йәһудий китапханларға улар узун вақитлардин бери күтүп келиватқан Падиша, йәни Муқәддәс Язмиларда тилға елинған Қутқазғучи-Мәсиһниң дәл һәзрити Әйса екәнлигини көрситип бериштур.
Мәтта Муқәддәс Язмиларда алдин-ала берилгән бешарәтләрниң һәзрити Әйсаниң келиши билән әмәлгә ашқанлиғини очуқ көрситиш үчүн, һәзрити Әйсаниң туғулуши, мөҗүзилири, һаяти, өлүми вә өлүмдин тирилишини Тәвраттики Қутқазғучи-Мәсиһкә қаритилған нәқилләр билән тәсвирлигән. Шуниң билән биллә муәллип һәзрити Әйсаниң тәмсилләр билән Худаниң Падишалиғи һәққидә көп тәлим бәргәнлигини вә Худаниң қанунини тоғра чүшәндүргәнлигини баян қилған. У йәнә һәзрити Әйсаниң йәһудий хәлқи үчүнла әмәс, бәлки пүткүл инсанлар үчүн кәлгәнлигини алаһидә тәкитлигән.

Тезис:

1. Һәзрити Әйсаниң нәсәбнамиси вә дунияға келиши (1-2-баплар)

2. Һәзрити Әйсаниң хизмити башлиниш алдида (3-баптин 4-бап 11-айәткичә)

3. Һәзрити Әйсаниң Җәлилийәдики хизмити (4-бап 12-айәттин 18-бапқичә)

4. Һәзрити Әйсаниң Җәлилийәдин Йерусалимға сәпири (19-20-баплар)

5. Һәзрити Әйсаниң бу дуниядики һаятиниң ахирқи һәптиси (21-27-баплар)

6. Һәзрити Әйсаниң өлүмдин тирилиши (28-бап)